\id TIT \ide UTF-8 \h Титусқа \toc1 Титусқа \toc2 Титусқа \toc3 Тит. \mt1 Титусқа \c 1 \s1 Расул Павлус Титусқа язған иккинчи мәктуп •••• Салам \m \v 1 Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн, Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған, Худаниң қули болған мәнки Павлустин саңа салам — \f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн...»\+bd* — бу сөз болса: (1) Худаниң Өзи таллиған хәлқигә тапшурған өзгәрмәс етиқатқа мувапиқ, Худаниң униңда болған мәхсити үчүн; (2) Худаниң таллиғанлирини мошу етиқатқа ериштүрүш үчүн; (3) Худаниң таллиғанлириниң етиқатини алға сүрүш үчүн дегән үч мәнини өз ичигә елиши мүмкин.\ft*\f* \v 2 (бу етиқат вә һәқиқәт мәңгүлүк һаятқа бағланған үмүтни елип келиду; бу мәңгүлүк һаятни мутләқ ялған ейтмайдиған Худа һәммә дәвир-заманлардин илгирила вәдә қилған еди; \x + \xo 1:2 \xo*\xt Чөл. 23:19; Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 2:13; 1Пет. 1:20.\xt*\x* \v 3 лекин \add һазир\add* вәдисиниң вақти келип Қутқузғучимиз Худа буниң калам-хәвирини Өз әмри билән маңа тапшурған җакар арқилиқ ашкарилиди) \x + \xo 1:3 \xo*\xt Рос. 20:24; 2Кор. 2:12; 7:14; 8:6,16; Гал. 1:1; 2:3.\xt*\x* \v 4 — ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа салам! ХудаАтимиз вә ниҗаткаримиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай! \f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа...»\+bd* — бу ибарә шүбһисиз шуни көрситидуки, Титус хуш хәвәрни әслидә Павлустин аңлиған вә шундақла униңға ишинип һаятқа еришкән еди. Шуниң билән (Павлус башқа йәрләрдә көп ейтқинидәк) роһий җәһәттин Титусни хуш хәвәр арқилиқ «туғди» вә униңға роһий җәһәттин атидәк болди.\ft*\f* \x + \xo 1:4 \xo*\xt Әф. 1:2; Кол. 1:2; 2Тим. 1:2; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \b \m \s1 Титусниң Крет арилидики хизмити \m \v 5 Сени Крет арилида қалдуруштики сәвәп, орундилип болмиған ишларни бир тәрәп қилишиң үчүн вә һәр шәһәрдә саңа тапилиғинимдәк җамаәткә ақсақалларни тайинлишиң үчүн еди. \x + \xo 1:5 \xo*\xt 2Тим. 2:2.\xt*\x* \v 6 Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши вә ишлирида шаллақлиқ қилидиған яки \add ата-анисиға\add* бойсунмайдиған әйиплири болмиған болуши керәк. \f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ... болуши керәк»\+bd* — «бир аяллиқ» яки «бир аялниң ери», бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Бу тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. \+bd «пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши ... керәк»\+bd* — яки, «пәрзәнтлири болса садиқ болуши... керәк».\ft*\f* \x + \xo 1:6 \xo*\xt 1Тим. 3:2.\xt*\x* \m \v 7 Чүнки җамаәтниң йетәкчиси Худаниң \add аилисигә\add* ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс, териккәк әмәс, һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс, \f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «җамаәтниң йетәкчиси Худаниң аилисигә ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс...»\+bd* — «башбаштақ» — грек тилида бу сөз «шәхсийәтчи, мәнмәнчи» дегән мәниләрниму өз ичигә алиду. \+bd «һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс...»\+bd* — «нәпсанийәтчи» грек тилида «өзини булғайдиған нәпсанийәтчиликкә берилгән» дегән бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөзгә қариғанда, пул вә мал-дунияни қоғлишиш инсанни һарам қилип булғайду. Бу тема тоғрисида йәнә «Луқа» 16:9-11 вә шу айәтләрдики изаһатларни вә «Луқа»дики «қошумчә сөз»имиздики 16-бап тоғрилиқ «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния» дегән мәзмунни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt Лав. 10:9; Мат. 24:45; 1Кор. 4:1; Әф. 5:18; 1Тим. 3:3,15; 1Пет. 5:2.\xt*\x* \v 8 бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим. \f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим»\+bd* — грек тилида «сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған» бирла сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:8 \xo*\xt 1Тим. 3:2.\xt*\x* \v 9 У йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн, тапшурулған тәлимдики ишәшлик калам-сөздә чиң туруши керәк. \f □ \fr 1:9 \fr*\ft \+bd «у йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн...»\+bd* — «сағлам тәлим» болса Павлусниң көп ишлитидиған ибариси. Худадин кәлгән тәлим һәқиқәт, тоғра әлвәттә, у өзини қобул қилғанларда сақ, сағлам роһий һаятни һасил қилиду вә қувәтләйду.\ft*\f* \m \v 10 Чүнки һазир бемәна сөз қилидиған, кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар. \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «... кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар»\+bd* — «хәтниликләрдин чиққанлар» Йәһудийлар яки әслидә Йәһудийларниң «синагог»иға қобул қилиниш үчүн хәтнә қобул қилғанларни көрситиду. Бәзи алимлар «хәтниликләр»ни хәтниликни қобул қилиш керәк дәп тәлим бәргәнләрни көрситиду, дәп қарайду. Лекин төвәндики 11-айәткә қариғанда уларниң һәртүрлүк зиянлиқ тәлимлири бар еди.\ft*\f* \x + \xo 1:10 \xo*\xt Рос. 15:1.\xt*\x* \v 11 Уларниң ағзини етиш керәк; чүнки улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта. \f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта»\+bd* — «һарам дунияни дәп»: — тәлим (мәйли тоғра болсун, натоғра болсун) бериштики мәхсәт дунияға еришиш болса бәрибир һарам иш болиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 1:11 \xo*\xt Мат. 23:14; 2Тим. 3:6.\xt*\x* \v 12 Шулардин бири, йәни \add Крет арилидикиләрниң\add* өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән. \f □ \fr 1:12 \fr*\ft \+bd «шулардин бири, йәни Крет арилидикиләрниң өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән»\+bd* — Кретлиқ шаир Епименидис, миладийәдин илгири алтинчи әсирдә язған шеир. «һорун тоймиғурлар» грек тилида «лөм-лүм аш қазанлар» билән ипадилиниду — демәк, уларниң ашқазинидин башқа әзалири йоқ охшайду.\ft*\f* \m \v 13-14 Бу гувалиқ һәқиқәттур; шуңа уларниң етиқатта сағлам туруши үчүн, шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин.\f □ \fr 1:13-14 \fr*\ft \+bd «шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн...»\+bd* — «Йәһудий әпсаниләр» тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики «қошумчә сөз»имиз (1:4 вә 4:7-айәтләр үстидә тохталғинимиз)ни көрүң. \+bd «...уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин»\+bd* — «уларни» болса «Креттики етиқатчиларни».\ft*\f* \x + \xo 1:13-14 \xo*\xt Йәш. 29:13; Мат. 15:9; Кол. 2:22; 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20.\xt*\x* \m \v 15 Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә пак; лекин булғанған напаклар вә етиқатсизлар үчүн һеч қандақ нәрсә пак әмәстур. Чүнки уларниң ой-пикрлириму, виҗданиму булғинип кәткән. \x + \xo 1:15 \xo*\xt Мат. 15:11; 23:25; Рос. 10:15; Рим. 14:20,23.\xt*\x* \v 16 Улар Худани тонуймиз дәп давраң қилсиму, лекин әмәллиридә Униңдин таниду; чүнки улар жиркиничликләр, һечгәп аңлимайдиғанлар, һеч қандақ яхши ишларни қилишқа яримайдиғанлардур. \b \b \m \c 2 \s1 Сағлам тәлимгә лайиқ яшаш \m \v 1 Лекин сән болсаң сағлам тәлимгә қандақ уйғун яшашни үгитишиң керәк. \v 2 Яшанған әрләргә, һошияр, салмақ, тәмкин, етиқатта, меһир-муһәббәттә вә сәвир-тақәттә сағлам болушни тапилиғин. \v 3 Шуниңдәк, яшанған аялларға жүрүш-турушта ихлас-муқәддәсликкә лайиқ болушни, чеқимчилиқ қилмаслиқни, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушни, гөзәл ишларни үгәткүчиләр болушни тапилиғин. \x + \xo 2:3 \xo*\xt 1Тим. 2:9; 5:13; 1Пет. 3:3.\xt*\x* \v 4-5 Буниң билән улар яш аялларға әрлиригә көйүнүш, балилириға көйүнүш, салмақ болуш, пак болуш, өй ишлирини пухта қилиш, меһриван болуш вә өз әрлиригә бойсунушни үгитәләйду. Шундақ болғанда Худаниң сөзи қариланмайду. \x + \xo 2:4-5 \xo*\xt Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Кол. 3:18; 1Пет. 3:1.\xt*\x* \m \v 6 Шуниңдәк яш әрләрниму салмақ болушқа җекилигин. \v 7 Өзүңму һәммә ишта гөзәл әмәллириң билән уларға үлгә болғин; тәлим бәргиниңдә пак-диянәтлик, еғир-бесиқ болуп, \x + \xo 2:7 \xo*\xt 1Тим. 4:12; 1Пет. 5:3.\xt*\x* \v 8 һеч ким қусур тапалмайдиған, сағлам сөзләрни йәткүзгин; буниң билән, қарши чиққучилар биз тоғрилиқ яман гәп қилидиған йәрни тапалмай хиҗил болиду. \x + \xo 2:8 \xo*\xt 1Пет. 2:12,15; 3:16.\xt*\x* \m \v 9 Қулларға өз ғоҗайинлирини һәммә ишта қанаәтләндүрүп уларға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, \x + \xo 2:9 \xo*\xt Әф. 6:5; Кол. 3:22; 1Тим. 6:1, 2; 1Пет. 2:18.\xt*\x* \v 10 оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун. Улар буниң билән Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматиға һәр җәһәттин зиннәт болиду. \f □ \fr 2:10 \fr*\ft \+bd «... өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар етиқатниң һәр җәһәттә яхшилиғини көрситип бәрсун».\ft*\f* \m \v 11 Чүнки Худаниң ниҗатни барлиқ инсанларға елип келидиған меһри-шәпқити аян болди; \v 12 у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән, \x + \xo 2:12 \xo*\xt Әф. 1:4. Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; 1Юһа. 2:16.\xt*\x* \v 13 улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду. \f □ \fr 2:13 \fr*\ft \+bd «улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду»\+bd* — толуқ 12-13-айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшни үгитиду; шуниң билән биз буниң билән мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини, йәни улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривиниң аян қилинишини тәлпүнүп күтимиз».\ft*\f* \x + \xo 2:13 \xo*\xt 1Кор. 1:7; Фил. 3:20.\xt*\x* \v 14 У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни өзи үчүн пак қилип, Өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди. \f □ \fr 2:14 \fr*\ft \+bd «У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни Өзи үчүн пак қилип, өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди»\+bd* — Тәврат, «Зәб.» 129:8, «Әз.» 37:23, «Қан.» 14:2ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:14 \xo*\xt Гал. 1:4; 2:20; Әф. 2:10; 5:2; Ибр. 9:14.\xt*\x* \m \v 15 Барлиқ һоқуқуңни ишлитип бу ишларни җакалап ейтқин, несиһәт берип җекилигин вә агаһландурғин. Һеч ким сени кәмситмисун. \x + \xo 2:15 \xo*\xt 1Тим. 4:12.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \s1 Етиқатчилар қилишқа тегишлик ишлар \m \v 1 \add Җамаәттикиләргә\add* шуни әслитип турғинки, улар һөкүмранларға вә һоқуқдарларға бойсунуп, шуларниң сөзини аңлисун, һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун, \x + \xo 3:1 \xo*\xt Рим. 13:1, 3-7; 1Пет. 2:13.\xt*\x* \v 2 һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун. \f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун»\+bd* — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң немә мәнаси барлиғи тоғрилиқ «Колоссидикиләргә»дики «қошумчә сөз»имизни (3:12 үстидә тохталғинимизни) көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:2 \xo*\xt Фил. 4:5; 2Тим. 2:24,25.\xt*\x* \m \v 3 Чүнки биз өзимизму әслидә надан болуп, итаәтсиз, аздурулған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң һәм ләззәтләрниң қули болған, рәзиллик вә һәсәтхорлуқ ичидә яшиған, нәпрәтлик болған һәм бир-биримиздин нәпрәтлинидиғанлардин едуқ. \x + \xo 3:3 \xo*\xt 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Кол. 3:7; 1Пет. 4:3.\xt*\x* \v 4 Бирақ Қутқузғучимиз Худаниң инсанларға болған меһриванлиғи вә меһир-муһәббити аян болуши билән, \v 5 (өзимизниң қандақтур һәққаний әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқити билән) йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди;\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «... Йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди»\+bd* — «йеңидин туғулушта жуюшлири» грек тилида «йеңидин туғулуштики «дас сүйи»». Тәврат дәвридики заманларда каһинлар ибадәтханида Худаға йеқинлишиш үчүн пүткүл тәнлирини чоң дас («деңиз») ичидә жуюши керәк еди. Бу йәрдә тән әзалирини жуюш әмәс, адәмниң пүткүл роһиниң жуюниши көрситилиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 3:5 \xo*\xt Рос. 15:11; Рим. 3:20, 28; 4:2, 6; 9:11; 11:6; Гал. 2:16; Әф. 1:4; 2:4, 9; 2Тим. 1:9.\xt*\x* \v 6 бу Роһни Худа Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ вуҗудимизға мол қуйди.\x + \xo 3:6 \xo*\xt Әз. 36:25.\xt*\x* \v 7 Бу арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән һәққаний қилинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини тутқан мирасхорлар болдуқ. \m \v 8 Бу сөзләр ишәшликтур вә бу һәқиқәтләрни алаһидә тәкитлишиңни тәләп қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға етиқат қилғанлар өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа берилишкә көңүл бөлиду. Бу ишлар инсанлар үчүн гөзәл вә пайдилиқ. \m \v 9 Бирақ әхмиқанә муназириләр, нәсәбнамиләрдики \add қуруқ гәпләр\add*, җедәл-маҗралар, Тәврат қануниға мунасивәтлик талаш-тартишлардин өзүңни нери тутқин; чүнки булар пайдисиз вә бимәниликтур.\x + \xo 3:9 \xo*\xt 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20; Тит. 1:14.\xt*\x* \m \v 10 Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт; \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт»\+bd* — «ариға бөлгүнчилик қилғучи адәм» җамаәтни (бәлким адәмни аздуридиған тәлим билән) бөлмәкчи болиду.\ft*\f* \x + \xo 3:10 \xo*\xt Мат. 18:17; Рим. 16:17; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; 2Юһа. 10.\xt*\x* \v 11 чүнки бундақ адәмни һәқиқәттин чәтниди, гуна садир қиливатиду, шундақла өзини өзи җазаға мәһкүм қилған дәп билисән. \b \m \s1 Ахирқи сөз \m \v 12 Артемасни яки Тикикусни саңа маңдурғанда, мүмкин қәдәр тезрәк Никополис шәһиригә мениң йенимға кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчи болуватимән. \x + \xo 3:12 \xo*\xt Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12.\xt*\x* \v 13 Адвокат Зенас билән Аполлосниң сәпиригә көңүл бөлүп һиммитиңниң баричә узатқин; кәм-күтилири болса, уларниң һаҗитидин чиққин. \x + \xo 3:13 \xo*\xt Рос. 18:24; 1Кор. 1:12.\xt*\x* \v 14 Бизниң қовмимиз мевисиз қалмаслиғи үчүн һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини гөзәл әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. \m \v 15 Йенимдикиләрниң һәммисидин саңа салам. Етиқатта бизни сөйидиғаларға салам ейт. \m Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай!