\id ROM \ide UTF-8 \h Римлиқларға \toc1 Римлиқларға \toc2 Римлиқларға \toc3 Рим. \mt1 Римлиқларға \c 1 \s1 Расул Павлус Рим шәһиридики җамаәткә язған мәктуп \m \v 1 Расуллуққа таллап чақирилған, Худаниң хуш хәвирини җакалашқа айрип тайинланған, Мәсиһ Әйсаниң қули болған мәнки Павлустин салам! \x + \xo 1:1 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; Гал. 1:15.\xt*\x* \m \v 2 Худа бу хуш хәвәрниң келишини хелә бурунла пәйғәмбәрлири арқилиқ муқәддәс язмиларда вәдә қилған еди. \x + \xo 1:2 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20.\xt*\x* \v 3-4 Бу хуш хәвәр Өз Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидидур; җисманий җәһәттин У Давутниң нәслидин туғулған; бирдин-бир пак-муқәддәс Роһ тәрипидин өлүмдин тирилдүрүлүш арқилиқ «күч-қудрәт Егиси Худаниң Оғли» дәп көрситилип бекитилгән;\f □ \fr 1:3-4 \fr*\ft \+bd «җисманий җәһәттин у Давутниң нәслидин туғулған»\+bd* — мошу «Давут» болса Давут пәйғәмбәр, йәни Исраилға падиша болған Давут. Нурғун пәйғәмбәрләр Мәсиһ Давутниң әвладидин болиду, дәп бешарәт бәргән еди. \+bd «бирдин-бир пак-муқәддәс Роһ»\+bd* — грек тилида «пак-муқәддәскә тәвә болған Роһ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бизниңчә, шүбһисизки, Худаниң Өз Муқәддәс Роһини көрситиду; бәзи алимлар бу ибарини Мәсиһ Әйсаниң өз роһини билдүриду, дәп қарайду.\ft*\f* \x + \xo 1:3-4 \xo*\xt Мат. 1:1; Луқа 1:32; Рос. 2:30; 13:23; 2Тим. 2:8; Йәш. 9:5; 44:6; 54:5; Юһ. 2:19; Рим. 9:5; 1Юһа. 5:20.\xt*\x* \v 5 У арқилиқ, шундақла Униң нами үчүн барлиқ әлләр арисида Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә биз меһри-шәпқәткә вә расуллуққа муйәссәр болдуқ;\f □ \fr 1:5 \fr*\ft \+bd «Униң нами үчүн барлиқ әлләр арисида Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә биз меһри-шәпқәткә вә расуллуққа муйәссәр болдуқ»\+bd* — «әлләр» мошу йәрдә Йәһудий әмәс әлләрни көрситиду. Тәвратта бәзидә Йәһудийларға нисбәтән «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. \+bd «Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә...»\+bd* — грек тилида сөзмусөз пәқәт «етиқатниң итаити үчүн...» дейилиду.\ft*\f* \v 6 Силәр улар арисида, Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр.\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «Силәр улар арисида, Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр»\+bd* — «улар арисида» — йәни Мәсиһкә етиқат қилған ят әлләр арисида. Демәк, Римлиқ етиқатчилар дәл расул Павлус уларниң хизмитидә болушқа чақирилған кишиләрдиндур. \+bd «Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһкә мәнсуп болушқа (Худа тәрипидин) чақирилған...».\ft*\f* \m \v 7 Шуңа, Худа сөйгән вә У «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирған Рим шәһиридики һәммиңларға, Атимиз Худадин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә аман-хатирҗәмлик болғай!\x + \xo 1:7 \xo*\xt 1Кор. 1:2; Әф. 1:1.\xt*\x* \b \m \s1 Тәшәккүр дуаси \m \v 8 Алди билән мән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худайимға тәшәккүр ейтимән; чүнки силәрниң етиқатиңлар пүткүл аләмгә пур кәтти.\f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «силәрниң етиқатиңлар пүткүл аләмгә пур кәтти»\+bd* — Рим империйәсидикиләр Римниң қануни бойичә: «Императори «Қәйсәр»ни «Рәб Худа» дәп етирап қилишқа мәҗбур еди. Шуңа «Әйса Мәсиһ Рәббимдур» дәп етирап қилғучилар қаттиқ қаршилиққа вә көп қетим дәһшәтлик зиянкәшликкә учрашқа башлиди. Пайтәхти Рим шәһиридики пухралардин бәзилириниң Мәсиһкә бағланғанлиғи: «Рим шәһиридә Мәсиһкә әгәшкүчиләр бар екән!» дәп дунияни зил-зилгә кәлтүргән еди.\ft*\f* \v 9 Өз Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә чин роһ-қәлбим билән мән хизмитини қиливатқан Худа Өзи мениң дуалиримда силәрни шунчә үзлүксиз әсләп турғанлиғимға гувадур. \f □ \fr 1:9 \fr*\ft \+bd «Өз Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә чин роһ-қәлбим билән мән хизмитини қиливатқан Худа...»\+bd* — грек тилида «чин роһ-қәлбим билән» пәқәт «роһумда» дейилиду. \+bd «хизмитини қиливатқан Худа...»\+bd* — «хизмити» мошу йәрдә грек тилида алаһидә «роһий хизмәт» яки «каһинлиқ хизмәт»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:9 \xo*\xt Рим. 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 2Тим. 1:3.\xt*\x* \v 10 Мән дуалиримда, мүмкин қәдәр Худаниң ирадиси билән силәрниң йениңларға беришқа ахир муйәссәр болушқа һемишә өтүнимән. \x + \xo 1:10 \xo*\xt Рим. 15:23,32.\xt*\x* \v 11 Чүнки мән силәрни бирәр роһий илтипатқа егә қилиш арқилиқ мустәһкәмләш үчүн силәр билән көрүшүшкә интайин тәқәззамән; \f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «роһий илтипат»\+bd* — Муқәддәс Роһтин келидиған алаһидә, мөҗизилик қабилийәттин ибарәттур. Мәсилән, «1Кор.» 12-14-бапларни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:11 \xo*\xt Рим. 15:29; 1Тес. 3:10.\xt*\x* \v 12 йәни, мән араңларда болсам, бир-биримизниң етиқатидин өз ара тәсәлли вә илһам алалаймиз демәкчимән. \b \m \v 13 Қериндашлар, мән силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки, башқа йәрдики әлликләрниң арисида хизмитим мевә бәргәндәк, силәрниң араңлардиму хизмитимниң мевә бериши үчүн йениңларға беришни көп қетим нийәт қилдим, лекин бүгүнгичә тосалғуға учрап келиватимән. \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки...»\+bd* — бу сөзләр адәттә Рим императори ярлиқ чүшүргәндә ишлитидиған ибарә еди. Расул Павлус төвәндики гепини «Аләм императори Әйса Мәсиһ»дин кәлгән дәп пуратмақчи охшайду. Әйни сөзләр «шуни билмәслигиңларни халимаймәнки,...». \+bd «әлликләр...»\+bd* — барлиқ Йәһудий әмәс милләтләр, «ят әлләр», «таипиләр».\ft*\f* \x + \xo 1:13 \xo*\xt 1Тес. 2:18.\xt*\x* \v 14 Мән һәр қандақ адәмләргә, мәйли Юнанлиқлар вә ят таипиләргә, данишмән вә наданларға болсун, һәммисигә қәриздармән. \f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «... һәр қандақ адәмләргә, мәйли Юнанлиқлар вә ят таипиләргә, данишмән вә наданларға болсун...»\+bd* — мошу йәрдә «ят таипиләр» Юнанлиқ әмәсләрни яки шу дәвирдики «мәдәнийәт бәлгүси болған Юнан тили»ни сөзләлмәйдиған «мәдинийәтсизләр»ни көситиду. \+bd «мән... һәммисигә қәриздармән»\+bd* — буниң мәнаси бәлким «һәммисигә хуш хәвәрни йәткүзүшкә қәриздармән» болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 1:14 \xo*\xt 1Кор. 9:16.\xt*\x* \v 15 Шуниң үчүн имканийәт маңа яр бәрсила мән Римдики силәргиму хуш хәрвәрни йәткүзүп баян қилишқа қизғинмән. \b \m \s1 Хуш хәвәрниң зор қудрити \m \v 16 Чүнки мән Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәрдин һәргиз хиҗил болмаймән! Чүнки у униңға ишәнгүчилириниң һәммисини, алди билән Йәһудийларни, андин кейин Грекләрни ниҗатқа ериштүридиған Худаниң күч-қудритидур! \f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәр»\+bd* — грек тилида «Мәсиһниң хуш хәвири» дегән сөздә ипадилиниду. \+bd «Грекләр»\+bd* — (яки «Юнанлиқлар») мошу йәрдә барлиқ Йәһудий әмәс милләтләр яки әлликләргә вәкил келиду. \+bd «...ниҗатқа ериштүридиған Худаниң күч-қудритидур»\+bd* — «ниҗат» дегән Худа адәмни гунайини кәчүрүп, униңдин қутқузуп, мәңгүлүк һаятни ата қилишини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:16 \xo*\xt Зәб. 39:10-11; 1Кор. 1:18; 15:2; 2Тим. 1:8.\xt*\x* \v 17 Чүнки \add хуш хәвәрдә\add* етиқатқа асасланған, Худаниң бир хил һәққанийлиғи етиқат қилғучиларға вәһий қилинғандур. \add Муқәддәс язмиларда\add* йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду».\f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «хуш хәвәрдә етиқатқа асасланған, Худаниң бир хил һәққанийлиғи етиқат қилғучиларға вәһий қилинғандур»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «хуш хәвәрдә Худадин кәлгән, баштин ахир етиқатқа асасланған бир һәққанийлиқ ашкариланғандур». \+bd «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду»\+bd* — «Һаб.» 2:4.\ft*\f* \x + \xo 1:17 \xo*\xt Һаб. 2:4; Юһ. 3:36; Рим. 3:21; Гал. 3:11; Фил. 3:9; Ибр. 10:38.\xt*\x* \b \m \s1 Инсанийәтниң чүшкүнлүк җәряни \m \v 18 Чүнки һәққанийәтсизлик билән һәқиқәтни басидиған инсанларниң барлиқ ипласлиғиға вә һәққанийәтсизлигигә нисбәтән Худаниң қаратқан ғәзиви әрштин очуқ вәһий қилинмақта. \v 19 Чүнки инсанлар Худа тоғрисида биләләйдиған ишлар уларниң көз алдида туриду; чүнки Худа һәммини уларға очуқ көрситип бәргән \x + \xo 1:19 \xo*\xt Рос. 14:17.\xt*\x* \v 20 (чүнки дуния апиридә болғандин бери Худаниң көзгә көрүнмәс өзгичиликлири, йәни мәңгүлүк қудрити вә бирдин-бир Худа екәнлиги Өзи яратқан мәвҗудатлар арқилиқ очуқ көрүлмәктә, шундақла буни чүшинип йәткили болиду. Шу сәвәптин инсанлар һеч банә көрситәлмәйду) \x + \xo 1:20 \xo*\xt Зәб. 18:2-3\xt*\x* \v 21 — чүнки инсанлар Худани билсиму, уни Худа дәп улуқлимиди, Униңға тәшәккүр ейтмиди; әксичә, уларниң ой-пикирлири бемәна болуп, надан қәлби қараңғулишип кәтти. \x + \xo 1:21 \xo*\xt Қан. 28:28\xt*\x* \v 22 Өзлирини данишмән қилип көрсәтсиму, лекин әқилсиз болуп чиқти; \v 23 чиримас Худаниң улуқлуғиниң орниға чирип өлидиған адәмзатқа, учар-қанатларға, төрт аяқлиқ һайванларға вә йәр беғирлиғучиларға охшайдиған бутларни алмаштуруп қойған еди.\x + \xo 1:23 \xo*\xt 2Пад. 17:29.\xt*\x* \m \v 24 Шуңа Худа уларни қәлбидики шәһваний һәвәслири билән ипласлиқ қилишқа, шундақла бир-бириниң тәнлирини номусқа қалдурушқа қоюп бәрди. \v 25 Улар Худа тоғрисидики һәқиқәтни ялғанға айландурди, Яратқучиниң орниға яритилған нәрсиләргә чоқунуп, тавап-таәт қилған еди. Һалбуки, Яратқучиға тәшәккүр-мәдһийә мәңгүгә оқулмақта! Амин! \m \v 26 Мана шуниң үчүн, Худа уларни пәскәш шәһваний һәвәсләргә қоюп бәрди. Һәтта аялларму тәбиий җинсий мунасивәтни ғәйрий мунасивәткә айландурди; \f □ \fr 1:26 \fr*\ft \+bd «аялларму тәбиий җинсий мунасивәтни ғәйрий мунасивәткә айландурди»\+bd* — грек тилида «аялларму җинсий мунасивәтни тәбиий қанунийәткә хилап мунасивәткә айландурди» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 1:26 \xo*\xt Лав. 18:22,23.\xt*\x* \v 27 шуниңдәк, әрләрму аяллар билән болидиған тәбиий җинсий мунасивәтләрни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндиликкә киришти вә нәтиҗидә уларниң мухалип қилмишлири өз бешиға чиқти. \m \v 28 Улар Худани билиштин ваз кечишни лайиқ көргәнлиги таллиғанлиғи үчүн, Худа уларни бузуқ нийәтләргә вә налайиқ ишларни қилишқа қоюп бәрди. \v 29 Улар һәр хил һәққанийәтсизлик, рәзиллик, нәпсанийәтчилик, өчмәнликкә чөмүп, һәсәтхорлуқ, қатиллиқ, җедәлхорлуқ, мәккарлиқ вә һәр хил бәтнийәтләр билән толди. Улар иғвагәр, \v 30 төһмәтхор, Худаға нәпрәтлинидиған, кибирлик, махтанчақ, чоңчи, һәр хил рәзилликләрни ойлап чиқиридиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, \v 31 йорутулмиған, вәдисидә турмайдиған, көйүмсиз вә рәһимсиз инсанлардур. \v 32 Улар Худаниң шуларға болған адил һөкүмини, йәни шундақ ишларни қилғучиларниң өлүмгә лайиқ екәнлигини ениқ билсиму, бу ишларни өзлири қилипла қалмай, бәлки шундақ қилидиған башқилардин сөйүнүп уларни алқишлайду.\x + \xo 1:32 \xo*\xt Һош. 7:3.\xt*\x* \b \b \m \c 2 \s1 Худаниң һөкүми \m \v 1 Әнди әй башқиларниң үстидин һөкүм қилидиған инсан, ким болушуңдин қәтъийнәзәр банә көрситәлмәйсән; чүнки башқилар үстидин қайси ишта һөкүм қилсаң, шу ишта өз гунайиңни бекитисән. Чүнки әй һөкүмчи, сән өзүңму уларға охшаш ишларни қиливатисән.\x + \xo 2:1 \xo*\xt 2Сам. 12:5; Мат. 7:1; 1Кор. 4:5.\xt*\x* \v 2 Бизгә мәлумки, Худаниң ундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқириши \add мутләқ\add* һәқиқәткә асасланғандур. \m \v 3 Шуңа, и шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқарғучи, шундақла шуниңға охшаш ишларни қилғучи инсан, өзүң Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп хиял қиламсән? \v 4 Яки Худаниң меһриванлиғиниң сени товва қилиш йолиға башлайдиғанлиғини һеч билмәй, униң меһриванлиғи, кәң қосақлиғи вә сәвир-тақитиниң моллуғиға сәл қараватамсән?\x + \xo 2:4 \xo*\xt 2Пет. 3:15.\xt*\x* \v 5 Әксичә, товва қилмайдиған җаһиллиғиң вә таш жүрәклигиңдин, Худа адил һөкүмини аян қилидиған ғәзәплик күни үчүн сән өз бешиңға чүшидиған ғәзивини топлаватисән.\x + \xo 2:5 \xo*\xt Рим. 9:22.\xt*\x* \m \v 6 Худа һәр кимгә өз әмәллиригә яриша иш көриду.\x + \xo 2:6 \xo*\xt Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.\xt*\x* \v 7 Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду;\f □ \fr 2:7 \fr*\ft \+bd «һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқ...»\+bd* — грек тилида «һөрмәт-еһтирам вә чиримәслик...».\ft*\f* \v 8 лекин шәхсийәтчиләргә, һәқиқәткә тән бәрмәй, әксичә һәққанийәтсизликкә әгәшкәнләргә ғәзәп-қәһр яғдурулиду;\x + \xo 2:8 \xo*\xt 2Тес. 1:8.\xt*\x* \v 9 яманлиқ қилидиған барлиқ җан егисигә, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә күлпәт вә дәрд-әләм чүшиду; \f □ \fr 2:9 \fr*\ft \+bd «Йәһудийларға, андин Грекләргә...»\+bd* — «Грекләр» (яки «Юнанлиқлар») мошу йәрдә вә 10-айәттә грек тилида , барлиқ Йәһудий әмәс әлликләр вә милләтләргә вәкил келиду.\ft*\f* \v 10 бирақ, барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-хатирҗәмлик тәқдим қилиниду. \v 11 Чүнки Худада адәмниң йүз-хатирисини қилиш йоқтур.\x + \xo 2:11 \xo*\xt Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17.\xt*\x* \m \v 12 — чүнки Тәврат қанунини билмәй гуна садир қилғанларниң һәр бири Тәврат қануниниң һөкүмигә учримисиму, \add әйипкә учрап\add* һалак болиду; Тәврат қанунини билип туруп гуна садир қилғанларниң һәр бири бу қанун бойичә сораққа тартилиду \f □ \fr 2:12 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануни»\+bd* — яки пәқәт «қанун» яки «муқәддәс қанун», мошу йәрдә вә төвәндики барлиқ айәтләрдә Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанунни көрситиду. Бу қанун Муқәддәс Китапниң авалқи бәш қисмини тәшкил қилған; шуңа Йәһудий хәлқи бәзидә мошу бәш қисимни «қанун-йолйоруқ» (ибраний тилида «Тораһ») дәп атайду. Әрәб тилидики «Тәврат» мошу сөздин чиққан. \ft*\fp Адәттики әһвал астида «муқәддәс қанунни билмигәнләр» Йәһудий әмәсләр («ят әлләр») ни көрситиду, «муқәддәс қанунни билгәнләр» Йәһудийларни көрситиду. \fp*\fp «Тәврат» вә «Тәврат қануни» тоғрилиқ «Тәбирләр»ниму көрүң.\fp*\f* \v 13 (чүнки Худаниң алдида қанунни аңлиғанлар әмәс, бәлки қанунға әмәл қилғучилар һәққаний һесаплиниду. \x + \xo 2:13 \xo*\xt Мат. 7:21; Яқ. 1:22; 1Юһа. 3:7.\xt*\x* \v 14 Чүнки Тәврат қанунини билмәйдиған әлликләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, Тәврат қануни уларда көрүнгән болиду. \v 15 Уларниң бу қилғанлири өз қәлблиригә қанун тәләплириниң пүтүклүк екәнлигини көрситиду; шуниңдәк, уларниң виҗданлириму өзлиригә һәқиқәтниң гувачиси болуп, ой-пикирлири өзини әйипләйду яки өзини ақлайду) \v 16 — мән йәткүзүп келиватқан бу хуш хәвәргә асасән Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң қәлбидә пүккән мәхпий ишлар үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә \add жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду\add*.\f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду»\+bd* — «жуқурида ейтилған ишлар» 6-12-айәтләрдә ейтилған ишларни, демәк Худаниң сорақ қилидиғинини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 2:16 \xo*\xt Мат. 25:31.\xt*\x* \b \m \s1 Йәһудийлар вә Тәврат қануни \m \v 17 Сәнчу, әгәр өзүңни Йәһудий дәп атап, Тәврат қануниға үмүт бағлап, Худаға тәвәмән дәп махтансаң, \f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «Худаға тәвәмән дәп махтансаң...»\+bd* — грек тилида «Худада махтансаң...».\ft*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt Рим. 9:4.\xt*\x* \v 18 қанундин үгинип униң ирадисини билип, есил билән пәсни пәриқ әткән болсаң, \v 19-20 Тәврат қанунидин билим вә һәқиқәтниң җәвһиригә егә болдум дәп қарап, өзүңни корларға йол башлиғучи, қараңғуда қалғанларға маяк, наданларға үгәткүчи, гөдәкләргә устаз дәп ишәнгән болсаң — \v 21 әнди сән башқиларға тәлим берисәну, өзүңгә бәрмәмсән? Оғрилиқ қилмаңлар дәп вәз ейтисәну, өзүң оғрилиқ қиламсән? \v 22 «Зина қилмаңлар» — дәп вәз ейтийсәну, өзүң зина қиламсән? Бутлардин нәпрәтлинисәну, өзүң бутханилардики нәрсиләрни булаң-талаң қиламсән? \v 23 Тәврат қануни билән махтинисәну, өзүң шу қанунға хилаплиқ қилип, Худаға дағ кәлтүрәмсән?! \v 24 Худди \add муқәддәс язмиларда\add* йезилғинидәк: «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта».\f □ \fr 2:24 \fr*\ft \+bd «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта»\+bd* — «Йәш.» 52:5.\ft*\f* \x + \xo 2:24 \xo*\xt Йәш. 52:5; Әз. 36:2.\xt*\x* \m \v 25 Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду. \f □ \fr 2:25 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду.»\+bd* — демисәкму, Йәһудийлар Тәврат қануни бойичә хәтнә қилиду. Хәтниликниң өзи «Мән Худаниң адимимән» дегәнликни вә «Йәһудий болуш»ниң символи дәп қарилатти.\ft*\f* \v 26 Әнди хәтнисизләр қанунниң тәләплигә әмәл қилса, гәрчә хәтнисиз болсиму, Худа тәрипидин хәтнилик һесапланмамду? \v 27 Тәврат қанун дәстуридин хәвәрдар вә хәтнилик туруқлуқ қанунға хилаплиқ қилғучи, и Йәһудий, қанунға әмәл қилидиған җисманий хәтнисизләр тәрипидин сениң гунайиң үстидин һөкүм чиқириливатмамду? \m \m \v 28 Чүнки сиртқи көрүнүши Йәһудий болсила уни \add һәқиқий\add* Йәһудий дегили болмайду, сиртқи җәһәттики җисманий хәтниниму \add һәқиқий\add* хәтнә дегили болмайду, \x + \xo 2:28 \xo*\xt Юһ. 8:39; Рим. 9:7.\xt*\x* \v 29 роһида Йәһудий болғини \add һәқиқий\add* Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, Роһтиндур. Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду.\f □ \fr 2:29 \fr*\ft \+bd «роһида Йәһудий болғини һәқиқий Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, роһтиндур»\+bd* — «Роһтиндур» болса, Муқәддәс Роһтиндур. Бәзи алимлар «Роһтин»ни «роһта» дәп чүшиниду, шундақла бундақ айәтни «...хәтнә қәлбдә, роһта,... дәстуридин әмәстур» дәп тәрҗимә қилиду. Хәтнә тоғрилиқ «Әзакиял», «Филиппилиқларға» вә «Колоссиликләргә»дики «қошумчә сөз»лиримизни көрүң. \+bd «Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду»\+bd* — ибраний тилида «Йәһуда» дегәнниң әслий мәнаси «махташ», «тәрипләш», «тәрип» дегәнликтур. Шуңа айәтниң тегидики мәнаси: ««Һәқиқий Йәһудий» болуш үчүн, у Худа тәрипидин тәрипләнгән («Йәһуда») болуши керәк.\ft*\f* \x + \xo 2:29 \xo*\xt Қан. 10:16; Йәр. 4:4; Фил. 3:2, 3; Кол. 2:11.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \m \v 1 Ундақта, Йәһудий болғанниң Йәһудий әмәстин немә артуқчилиғи бар? Хәтнилик болғанниң немә пайдиси бар? \v 2 Әмәлийәттә, уларниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң бешарәтлик сөзлири Йәһудийларға аманәт қилинған.\x + \xo 3:2 \xo*\xt Зәб. 147:8; Рим. 9:4.\xt*\x* \v 3 Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?\f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?»\+bd* — Павлус бәлким Худаниң Исраилға қилған әһдә-вәдилирини көрситиду. Худа: «Силәр Мениң хәлқим болисиләр» дәп вәдә қилғандин кейин, бәзи Йәһудийларниң қилмишлири өзлириниң Униң хәлқи екәнлигини инкар қилған болсиму, бу қилмишлири Худаниң вәдисини йоққа чиқириветәмду?\ft*\f* \x + \xo 3:3 \xo*\xt Чөл. 23:19; Рим. 9:6; 2Тим. 2:13.\xt*\x* \v 4 Һәргиз ундақ қилмайду! Худа растчил һесаплинип, һәммә адәм ялғанчи һесаплансун! Худди \add муқәддәс язмиларда Худа һәққидә\add* йезилғинидәк: — \m «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, \m Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән».\f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән»\+bd* — «Зәб.» 50:5. «Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Һөкүм чиқарғиниңда ғәлибә қилғайсән». Зәбурдики бу күйдә Давут пәйғәмбәр еғир гунайини Худа вә хәлиқ алдида иқрар қилиду; у бу сөзләрни, Худа мени җазалиғанда, хәлиқ бешимға чүшидиған күлпәтниң Худадин адил җазасини билсун дәп ейтиду. Гунайини очуқ иқрар қилмиған болса бәлким хәлиқ: «Немишкә сөйүмлүк Давут падишасимиз күлпәткә учриғанду, Худа униңға адаләтсиз муамилә қилғанмиду?» дейиши мүмкин. Униң дегини Павлусниң дегинигә опму-охшаш; Худа һәқтур һәм аләм алдида Униң һәқлиғи испатлансун; Униң һәр иштики дуруслуғи испатлансун (вә испатлиниду!), хаталиқ яки ялғанчилиқниң болса биздила екәнлиги испатлансун (вә испатлиниду!).\ft*\f* \x + \xo 3:4 \xo*\xt Зәб. 50:6; 115:2; Юһ. 3:33.\xt*\x* \m \v 5 Лекин бизниң һәққанийсизлиғимиз арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи техиму ениқ көрситилсә, буниңға немә дәймиз? Һәққанийсизлиқ үстигә ғәзәп төкидиған Худани һәққаний әмәс дәймизму (мән инсанчә сөзләймән)?\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «мән инсанчә сөзләймән!»\+bd* — демәк, пәқәт исанниң көз-қариши бойичә сөзләймән. Бу ибаридин көргили болидуки, һәр қандақ адәм товва қилмиса, гунайи түпәйлидин униң көзқарашлири туманлишип кетиду, өзи елишип қалиду.\ft*\f* \v 6 Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду? \m \v 7 \add Бәзиләр йәнә\add*: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» \add дейиши мүмкин\add*.\f □ \fr 3:7 \fr*\ft \+bd «Мениң ялғанчилиғим арқилиқ Худаниң һәқиқити техиму очуқ қилиниду...»\+bd* — Худа пәйғәмбәрләр арқилиқ Өз хәлқиниң бәзилири Өзигә асийлиқ қилидиғанлиғи, һәтта мәсилән Өз Мәсиһигә сатқунлуқ қилидиғанлиғи тоғрилиқ көп бешарәт бәргән еди. Шуңа «мениң ялғанчилиғим» Худаниң тоғра ейтқанлиғини испатлайду.\ft*\f* \v 8 Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур! \b \m \s1 Һәққаний адәм йоқтур \m \v 9 Әнди немә дейиш керәк? Биз \add Йәһудийлар\add* \add Йәһудий әмәсләрдин\add* үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.\f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ»\+bd* — «Греклар» мошу йәрдә барлиқ «Йәһудий әмәсләр»гә вәкиллик қилиду.\ft*\f* \x + \xo 3:9 \xo*\xt Гал. 3:22.\xt*\x* \m \v 10 Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — \m «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,\x + \xo 3:10 \xo*\xt Зәб. 13:4; 52:4.\xt*\x* \m \v 11 Йорутулған киши йоқтур, \m Худани издигиниму йоқтур. \m \v 12 Һәммә адәм йолдин чәтниди, \m Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. \m Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.\f □ \fr 3:12 \fr*\ft \+bd «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур, ... Һәммә адәм йолдин чәтниди, уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур»\+bd* — (10-13-айәт) «Зәб.» 13:1-3 (йәнә 52:2-5); «Топ.» 7:20.\ft*\f* \x + \xo 3:12 \xo*\xt Зәб. 14:1-3; 52:2-4; Топ. 7:20\xt*\x* \m \v 13 Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, \m Тиллири каззаплиқ қилмақта; \m Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду; \f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, тиллири каззаплиқ қилмақта; кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду»\+bd* — «Зәб.» 5:10 вә 139:4.\ft*\f* \x + \xo 3:13 \xo*\xt Зәб. 5:10; 139:4.\xt*\x* \v 14 Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған.\f □ \fr 3:14 \fr*\ft \+bd «Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған»\+bd* — «Зәб.» 9:28.\ft*\f* \x + \xo 3:14 \xo*\xt Зәб. 9:28\xt*\x* \m \v 15 «Путлири қан токүшкә алдирайду;\x + \xo 3:15 \xo*\xt Пәнд. 1:16; Йәш. 59:7.\xt*\x* \m \v 16 Барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур. \m \v 17 Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс».\f □ \fr 3:17 \fr*\ft \+bd «Путлири қан токүшкә алдирайду; барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур. Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс. Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур»\+bd* — (15-17-айәт) «Йәш.» 59:7-8.\ft*\f* \x + \xo 3:17 \xo*\xt Йәш. 59:7,8\xt*\x* \m \v 18 «Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур».\f □ \fr 3:18 \fr*\ft \+bd «Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур»\+bd* — «Зәб.» 35:2.\ft*\f* \x + \xo 3:18 \xo*\xt Зәб. 35:2\xt*\x* \m \v 19 Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун, дегәнликтур. \f □ \fr 3:19 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануни астида яшайдиғанлар»\+bd* —Йәһудий хәлқини көрситиду. \+bd «Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун»\+bd* — «Тәвраттики барлиқ сөзләр» мошу йәрдә бәлким жуқурида нәқил кәлтүрүлгән, барлиқ инсанниң гунакар екәнлигини испатлиған (Тәвраттики) айәтләрни алаһидә тәкитләйду.\ft*\f* \v 20 Шуңа, һеч қандақ әт егиси Тәврат-қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән \add Худаниң\add* алдида һәққаний һесапланмайду; чүнки Тәврат қануни арқилиқ инсан өз гунайини тонуп йетиду.\x + \xo 3:20 \xo*\xt Рим. 7:7; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.\xt*\x* \b \m \s1 Худаниң инсанни һәққаний қилиши \m \v 21 Бирақ, һазир қанун йоли билән әмәс, бәлки Худаниң Өзидин кәлгән бир хил һәққанийлиқ ашкариланди! Бу хил һәққанийлиққа қанунниң өзи вә пәйғәмбәрләрниң \add язмилириму\add* гувалиқ бәргәндур; \x + \xo 3:21 \xo*\xt Рим. 1:17; Фил. 3:9.\xt*\x* \v 22 йәни, Худаниң Әйса Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучиларниң һәммисиниң ичигә һәм үстигә йәткүзидиған һәққанийлиғидур! Бу ишта айримчилиқ йоқтур \f □ \fr 3:22 \fr*\ft \+bd «Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучилар...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әйса Мәсиһкә бағлиған итиқади арқилиқ етиқат қилғучилар...». Грек тилида «ишәш, етиқат» вә «садақәтлик, ишәшлик» бирла сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 23 (чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди) \f □ \fr 3:23 \fr*\ft \+bd «Чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди»\+bd* — буниң икки тәрипи бар; (1) Худа әслидә адәмни «Өз сүрити бойичә», йәни «Өз шан-шәриви болуши үчүн» яратқан еди. Гуна садир қилғинида инсан бу шан-шәрәпкә йетәлмиди, шуңлашқа Худаға вәкил болуштики имтияздин мәһрум болди. (2) гунайи түпәйлидин инсан Худаниң падишалиғида униң шан-шәривини көрәлмәйдиған болди.\ft*\f* \v 24 Чүнки етиқатчиларниң һәммиси Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ, \add Худаниң\add* меһри-шәпқити билән бәдәлсиз һәққаний қилиниду.\f □ \fr 3:24 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ...»\+bd* — яки «Мәсиһ Әйсаниң гунадин һөр қилиш хизмити арқилиқ...».\ft*\f* \x + \xo 3:24 \xo*\xt Йәш. 53:5.\xt*\x* \m \v 25 Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; \add инсанларниң\add* Униң \add қурбанлиқ\add* қениға ишәш бағлиши билән \add қурбанлиқ\add* инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти. \f □ \fr 3:25 \fr*\ft \+bd «гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи»\+bd* — грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду. «Кафарәт» тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң. \+bd «Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; (инсанларниң) Униң (қурбанлиқ) қениға ишәш бағлиши билән (қурбанлиқ) инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти»\+bd* — бу толуқ айәт интайин муһим. Худа бурунқи замандики товва қилған етиқатчи кишиләрниң гуналирини җазалимай кәчүрүм қилғанлириниң һәммиси Мәсиһниң кәлгүси заманда қурбанлиқ болуп, шу гуналириниң җазасини көтиридиғанлиғиға асасланған еди, шуңлашқа пүтүнләй адиллиқ еди. «Гуналарға ... өткүзүветиш» дегән ибарә бәлким бурунқи дәвирдики \+bd барлиқ гуналарниму\+bd* өз ичигә алиду; бирақ Худа бу гуналарни җазалимай өткүзүвәткән болсиму, хәқләр товва қилмиса бәрибир ахир берип өзлири җазалирини тартиду. Һазирқи замандиму шундақ.\ft*\f* \x + \xo 3:25 \xo*\xt Мис. 25:17; 2Кор. 5:19; Кол. 1:20; Ибр. 4:16; 1Юһа. 4:10.\xt*\x* \v 26 Буниңға охшаш бу \add қурбанлиқ\add* арқилиқ У һазирқи заманда болған һәққанийлиғиниму көрсәткән. Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди.\f □ \fr 3:26 \fr*\ft \+bd «Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди»\+bd* — Мәсиһ Әйса һәр замандики барлиқ кишиләрниң һәммә гунайиниң тегишлик җазаси (Худаниң гуна үстигә чүшүридиған ғәзиви)ни қобул қилғандин кейин Худа толиму һәққанийлиқ билән товва қилған кишиләрни кәчүрүм қилип уларни һәққаний қилғучи болиду.\ft*\f* \m \v 27 Ундақ болса, инсанниң немә махтанғичилиги бар? Махтиниш йоқ қилинди! \m — Немә принсипқа асасән? Қанунға интилиш принсипи биләнму? \m — Яқ! «Етиқат» принсипи билән! \m \v 28 Чүнки «Инсан Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки етиқат билән һәққаний қилиниду» дәп һесаплаймиз! \f □ \fr 3:28 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс...»\+bd* — мошу ибарә грек тилида интайин қисқартилип: «қанундики әмәлләр билән әмәс...» яки «қанунға қаритилған әмәлләр билән әмәс...» яки «қанундин чиққан әмәлләр билән әмәс...» дәп ипадилиниду. Бу ибарә «Рим.» 3:28, «Гал.» 2:16, 3:2, 5, 10диму тепилиду. Инсанниң барлиқ «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири» өзиниң гунаға патқан бир гунакар екәнлигини испатлайду, халас.\ft*\f* \x + \xo 3:28 \xo*\xt Рос. 13:38; Рим. 8:3; Гал. 2:16; Ибр. 7:25.\xt*\x* \v 29 Әҗәба, Худа пәқәтла Йәһудийларниңла Худасиму? У әлләрниңму Худаси әмәсму? Шундақ, у әлләрниңму Худасидур. \v 30 Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду. \f □ \fr 3:30 \fr*\ft \+bd «Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду»\+bd* — бу айәттики «хәтнә қилинғанлар» Йәһудийларни, «хәтнә қилинмиғанлар» барлиқ Йәһудий әмәсләрни билдүриду.\ft*\f* \v 31 Әнди етиқат принсипи билән Тәврат қанунини бекар қиливетимизму? Яқ, дәл буниң әксичә, уни күчкә егә қилимиз. \b \b \m \c 4 \s1 Ибраһимниң етиқат билән һәққаний дәп һесаплиниши, бизгә бир үлгидур \m \v 1 Ундақта, биз \add Йәһудийларниң\add* җисманий җәһәттики атимиз Ибраһимниң еришкини тоғрисида немә дәймиз?\f □ \fr 4:1 \fr*\ft \+bd «атимиз Ибраһимниң еришкини..»\+bd* — яки «атимиз Ибраһимниң үгәнгини..», «атимиз Ибраһимниң билгини..».\ft*\f* \x + \xo 4:1 \xo*\xt Йәш. 51:2.\xt*\x* \v 2 Әгәр Ибраһим әмәллири билән һәққаний дәп җакаланған болса, униңда махтанғидәк иш болатти (бәрибир Худаниң алдида униң махтиниш һәққи йоқ еди). \v 3 Чүнки муқәддәс язмиларда немә дейилгән? — \m «Ибраһим Худаға етиқат қилди; \m Бу униң һәққанийлиғи һесапланди» дейилиду.\f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «Ибраһим Худаға етиқат қилди; бу униң һәққанийлиғи һесапланди»\+bd* — «Яр.» 15:6.\ft*\f* \x + \xo 4:3 \xo*\xt Яр. 15:6; Гал. 3:6; Яқ. 2:23.\xt*\x* \m \v 4 Ишлигүчигә берилидиған һәқ «меһри-шәпқәт» һесапланмайду, бәлки бир хил «қәриз қайтуруш» һесаплиниду. \v 5 Бирақ, һеч иш-әмәл қилмай, пәқәт номуссиз гунакарларни һәққаний қилғучи Худаға етиқат қилидиған кишиниң болса, униң етиқати һәққанийлиқ дәп һесаплиниду!\f □ \fr 4:5 \fr*\ft \+bd «Бирақ, һеч иш-әмәл қилмай, пәқәт номуссиз гунакарларни һәққаний қилғучи Худаға етиқат қилидиған кишиниң болса, униң етиқати һәққанийлиқ дәп һесаплиниду!»\+bd* — «һеч әмәл қилмай» дегини, һәққанийлиққа еришиш үчүн тиришиш җәһәтидин ейтилиду, «адәмләр җан беқиш үчүн ишлиши керәк әмәс» дегәнлик әмәс, әлвәттә.\ft*\f* \v 6 Худа қилған әмәллиригә қаримай, һәққаний дәп һесаплиған кишиниң бәхити тоғрилиқ Давут \add пәйғәмбәрму\add* мундақ дегән: — \m \v 7 «Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, \m Гуналири йепилған киши немидегән бәхитликтур!\x + \xo 4:7 \xo*\xt Зәб. 31:1.\xt*\x* \m \v 8 Пәрвәрдигар гуналири билән һеч һесаплашмайдиғанлар немидегән бәхитликтур!».\f □ \fr 4:8 \fr*\ft \+bd «Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған киши немидегән бәхитликтур! Пәрвәрдигар гуналири билән һеч һесаплашмайдиғанлар немидегән бәхитликтур!»\+bd* — (7-8-айәт) «Зәб.» 31:1-2.\ft*\f* \x + \xo 4:8 \xo*\xt Зәб. 31:1, 2\xt*\x* \m \v 9 Әнди бәхит ялғуз хәтнә қилинғанларғила мәнсуп боламду, яки хәтнә қилинмиғанларғиму мәнсуп боламду? Чүнки: «Ибраһимниң етиқати униң һәққанийлиғи дәп һесапланди» дәватимиз.\f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «Ибраһимниң етиқати униң һәққанийлиғи дәп һесапланди»\+bd* — «Яр.» 15:6.\ft*\f* \x + \xo 4:9 \xo*\xt Яр. 15:6\xt*\x* \m \v 10 Һәққанийлиқ қандақ әһвалда униңға һесапланди? Хәтнә қилиништин илгириму яки хәтнә қилиништин кейинму? У хәтнә қилинған һалда әмәс, бәлки хәтнә қилинмиған һалда һесапланди! \v 11 Униң хәтнини қобул қилғини болса, уни хәтнә қилиништин бурунла етиқати арқилиқ егә болған һәққанийлиққа мөһүр бәлгүси сүпитидә болған еди. Демәк, у хәтнисиз туруп Худаға етиқат қилғучиларниң һәммисиниң атиси болди — уларму \add етиқати билән\add* һәққаний һесаплиниду!\x + \xo 4:11 \xo*\xt Яр. 17:11.\xt*\x* \m \v 12 У йәнә хәтнә қилинғанларниңму атисидур; демәк, хәтнә қилинған болуши билән тәңла хәтнә қилинмиған вақтидиму етиқатлиқ йол маңған атимиз Ибраһимниң излирини бесип маңғанларниңму атиси болғандур. \m \v 13 Чүнки \add Худаниң\add* Ибраһимға вә нәслигә дунияға мирасхор болуш тоғрисидики вәдә бериши Ибраһимниң Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилгинидин әмәс, бәлки етиқаттин болған һәққанийлиқтин кәлгән. \v 14 Чүнки әгәр қанунға интилидиғанлар мирасхор болидиған болса етиқат бекар нәрсә болуп қалатти, Худаниң вәдисиму йоққа чиқирилған болатти. \x + \xo 4:14 \xo*\xt Гал. 3:18.\xt*\x* \v 15 Чүнки Тәврат қануни \add Худаниң\add* ғәзивини елип келиду; чүнки қанун болмиса, итаәтсизлик дегән ишму болмайду.\f □ \fr 4:15 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануни Худаниң ғәзивини елип келиду»\+bd* — адәм Худаниң әмир-пәрманлириға әмәл қилалмиғачқа, қанун униң гунайини намайән қилиду; намайән қилиниши билән Худаниң ғәзиви униң гунайи үстигә чүшиду.\ft*\f* \x + \xo 4:15 \xo*\xt Юһ. 15:22; Рим. 5:20; 7:8; Гал. 3:19.\xt*\x* \m \v 16-17 Шуниң үчүн, Худаниң вәдисиниң \add пәқәт\add* Өз меһри-шәпқити арқилиқ әмәлгә ашурулуши үчүн, у етиқатқила асаслиниду. Буниң билән у вәдә Ибраһимниң барлиқ әвлатлириға, пәқәт Тәврат қануни астида туридиғанларғила әмәс, бәлки Ибраһимчә етиқат қилғучиларниң һәммисигиму капаләтлик қилинған. Чүнки муқәддәс язмиларда: «Сени нурғун қовмниң атиси қилдим» дәп йезилғинидәк, Ибраһим һәммимизниң атисидур. Дәрһәқиқәт, у өлүкләрни тирилдүридиған, мәвҗут болмиғанни бар дәп мәвҗут қилидиған, өзи етиғад бағлиған Худа алдида һәммимизниң атиси болди. \f □ \fr 4:16-17 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануни астида туридиғанлар»\+bd* — Йәһудий хәлиқ. \+bd «Сени нурғун қовмниң атиси қилдим»\+bd* — («Яр.» 17:5). Худаниң Ибраһимға ейтқан бу сөзи «өткән заман» шәклидә («\+bd қилдим\+bd*») болуп, һеч пәрзәнтсиз болған вақтида униңға ейтилған. Бу кейинки айәтләр билән зич бағлиқтур.\ft*\f* \x + \xo 4:16-17 \xo*\xt Йәш. 51:2; Яр. 17:5.\xt*\x* \v 18 Һеч қандақ үмүт қалмисиму у йәнила үмүттә етиқат қилди вә шуниң билән униңға: «Сениң нәслиң \add сан-санақсиз\add* болиду» дәп алдин-ала ейтилғандәк нурғун қовмниң атиси болди. \f □ \fr 4:18 \fr*\ft \+bd «Сениң нәслиң сан-санақсиз болиду»\+bd* — «Яр.» 15:5.\ft*\f* \x + \xo 4:18 \xo*\xt Яр. 15:5; Ибр. 11:12.\xt*\x* \v 19 У йүз яшқа йеқинлап, тенини өлгән һесаплисиму, шундақла аяли Сараһниңму балиятқусини өлди дәп қарисиму, йәнила етиқатта аҗизлашмиди; \f □ \fr 4:19 \fr*\ft \+bd «У йүз яшқа йеқинлап, тенини өлгән һесаплисиму, шундақла аяли Сараһниңму балиятқусини өлди дәп қарисиму...»\+bd* — демәк, у өз тениниң өлүктәк болған әһвалиға вә Сараһниң қәтъий туғмаслиғиға толиму реаллиқ вә еғирбесиқлиқ билән қарайтти, бирақ бу ишлар униң етиқатиға һеч тәсир йәткүзмиди.\ft*\f* \v 20 Худаниң вәдисигә нисбәтән етиқатсизлиқ қилип һеч иккиләнмиди, әксичә у етиқати арқилиқ күчәйтилди вә Худани улуқлиди, \x + \xo 4:20 \xo*\xt Юһ. 8:56; Ибр. 11:11, 18.\xt*\x* \v 21 «У немини вәдә қилған болса шуни әмәлгә ашуруш қудритигә Егидур» дәп толуқ ишәндүрүлди. \x + \xo 4:21 \xo*\xt Зәб. 113:11\xt*\x* \v 22 Шуниң билән бу «униң һәққанийлиғи һесапланди». \x + \xo 4:22 \xo*\xt Яр. 15:6.\xt*\x* \v 23-25 Бу, «Униң һәққанийлиғи һесапланди» дегән сөз ялғуз униң үчүнла әмәс, бәлки Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаға етиқат қилишимиз билән һәққаний һесаплинидиған бизләр үчүнму йезилған; \add Мәсиһ\add* болса итаәтсизликлиримиз үчүн пида йолиға тапшурулди вә һәққаний қилинишимиз үчүн тирилдүрүлди.\f □ \fr 4:23-25 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ болса итаәтсизликлиримиз үчүн пида йолиға тапшурулди вә һәққаний қилинишимиз үчүн тирилдүрүлди»\+bd* — «пида йолиға тапшурулди» дегән ибарә болса, у рәзил адәмләрниң қоли билән өлүмгә тапшурулди, лекин буларниң һәммиси инсанийәтни қутқузуш үчүн Худаниң улуқ плани еди, дәп көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 4:23-25 \xo*\xt Рим. 15:4.\xt*\x* \b \b \m \c 5 \s1 Худа билән енақ өтүш \m \v 1 Шуңа етиқат билән һәққаний қилинған екәнмиз, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақ мунасивәттә болимиз.\x + \xo 5:1 \xo*\xt Йәш. 32:17; Юһ. 16:33; Әф. 2:13.\xt*\x* \v 2 У арқилиқ етиқат йолида бизни чиң турғузидиған бу меһри-шәпқитиниң ичигә кириш һоқуқиға муйәссәр болдуқ, шуниңдәк Худаниң шан-шәривигә бағлиған үмүтүмиздин шат-хурам болимиз. \x + \xo 5:2 \xo*\xt Юһ. 10:9; 14:6; 1Кор. 15:1; Әф. 2:18; 3:12; Ибр. 3:6; 10:19.\xt*\x* \v 3-4 Шундақ болупла қалмай, мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз; чүнки мүшкүллүк сәвирчанлиқни, сәвирчанлиқ чидамлиқни, чидамлиқ үмүтни елип келиду, дәп билимиз.\f □ \fr 5:3-4 \fr*\ft \+bd «мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз...»\+bd* — яки «мүшкүл әһваллардин тәнтәнә қилимиз».\ft*\f* \x + \xo 5:3-4 \xo*\xt Яқ. 1:3.\xt*\x* \v 5 Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти.\f □ \fr 5:5 \fr*\ft \+bd «Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти»\+bd* — инсанниң Худаға бағлиған һәр қандақ үмүти, униң бизгә болған муһәббитиниң бар-йоқ екәнлигигә зич бағлиниду, әлвәттә. Әгәр биз «Худа бизни сөйиду» дәп билсәк һәмдә Худаниң муһәббити өз вуҗудимизда пәйда болған болса, һәр қандақ зор үмүтләрму болиду.\ft*\f* \m \v 6 Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда, Мәсиһ биз ихлассизлар үчүн \add Худа\add* бекиткән вақитта өзини пида қилди.\f □ \fr 5:6 \fr*\ft \+bd «Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда...»\+bd* — «амалсиз» — өзимизни гунадин қутулдурушқа амалсиз.\ft*\f* \x + \xo 5:6 \xo*\xt Әф. 2:1; Кол. 2:13; Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18.\xt*\x* \v 7 Бирисиниң һәққаний адәм үчүн җенини пида қилиши наһайити аз учрайдиған иш; бәзидә яхши адәм үчүн бириси пида болушқа җүръәт қилишиму мүмкин; \v 8 лекин Худа Өз меһри-муһәббитини бизгә шуниңда көрситидуки, биз техи гунакар вақтимизда, Мәсиһ биз үчүн җенини пида қилди.\x + \xo 5:8 \xo*\xt Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18.\xt*\x* \v 9 Һазир биз Униң қени билән һәққаний қилинған екәнмиз, әнди У арқилиқ \add келидиған\add* ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур. \f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «әнди У арқилиқ келидиған ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур»\+bd* — «келидиған ғәзәп» Худаниң гуналарниң үстигә чүшидиған ғәзиви.\ft*\f* \v 10 Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди \add Оғлиниң\add* һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?! \f □ \fr 5:10 \fr*\ft \+bd «Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди Оғлиниң һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?!»\+bd* — Худаниң ниҗатида «қутулуш» пәқәт дозақтин қутулуш әмәс, гунаниң барлиқ асарәтлиридин азат болуп йеңи әһмийәтлик һаяттин бәһримән болуштин ибарәттур.\ft*\f* \v 11 Буниң биләнла қалмай, һазир биз Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақлаштурулдуқ, У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз.\f □ \fr 5:11 \fr*\ft \+bd «У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз»\+bd* — «Худаниң Өзидин шатлинимиз» дегәнниң башқа бир хил мәнаси барки, «Худани қаттиқ даңлаймиз».\ft*\f* \b \m \s1 Адәм атидин өлүм, Мәсиһтин һаятлиқ — гунаниң йилтизи \m \v 12 Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди, өлүмниң дунияға кириши гуна арқилиқ болди; шуниң билән гуна арқилиқ өлүм һәммә адәмгә тарқалди; чүнки һәммә адәм гуна садир қилди \f □ \fr 5:12 \fr*\ft \+bd «Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди»\+bd* — «бирла адәм арқилиқ» болса, Адәм атимиз арқилиқ, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 5:12 \xo*\xt Яр. 2:17; 3:6; 1Кор. 15:21.\xt*\x* \v 13 (чүнки Тәврат қанунидин илгириму гуна дунияда бар еди, әлвәттә; һалбуки, қанун болмиса гунаниң һесави елинмайду. \v 14 Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди). \m Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур; \f □ \fr 5:14 \fr*\ft \+bd «... Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди)»\+bd* — расулниң гепи бойичә, гуна пәқәт өз-өзидин мәлум болғандила андин гуна һесаплиниду. Бу мәлум болуш икки йол билән болиду: — (1) Худаниң инсанға беваситә ейтқан сөзлири, қануни арқилиқ; (2) инсаниң виҗдани арқилиқ. Адәм атимиз Худаниң беваситә буйруғини аңлиған вә униңға итаәтсизлик қилди. Адәм атимиз вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә, йәни Тәврат қануни берилгичә, инсанлар Худадин беваситә кәлгән бирәр қанунни көрмигән. Һалбуки, шу дәвирләрдики адәмләрниң һәммиси өлди. Уларда Худаниң очуқ көрсәткән қануни болмисиму, Павлус жуқурида ейтқандәк, Худаниң қанунидики әхлақий тәләпләр өз қәлб-виҗданлирида мәвҗут еди. Шуниң билән шу дәвирләрдикиләр «Адәм атимизниң итаәтсизлиги» (йәни Худаниң беваситә бир әмригә хилаплиқ қилған итаәтсизлиги)дәк гуна қилмиған болсиму, улар гуна садир қилғинида виҗдани арқилиқ уни ениқ билип йәткән вә гуна сәвәвидин өлүп кетиватқан еди. \+bd «Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур»\+bd* — Адәм атимизниң бирла қетимлиқ гунайи пүткүл инсанға яман тәсир йәткүзгәндәк, Мәсиһниң шу бир қетимлиқ итаәт қилғини (қурбанлиғи қилғини) пүткүл ишәнгән инсанға дәл униң әксини йәткүзиду.\ft*\f* \v 15 һалбуки, \add Худаниң\add* шапаәтлик соғити Адәм атиниң итаәтсизлигиниң пүтүнләй әксидур. Чүнки бирла адәмниң итаәтсизлиги билән нурғун адәм өлгән болса, әнди Худаниң меһри-шәпқити вә шуниңдәк бирла адәм, йәни Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ кәлгән соғат ешип-тешип турғачқа, нурғун адәмгә йәткүзүлүп техиму зор нәтиҗә һасил қилди! \m \v 16 Шу шапаәтлик соғатниң нәтиҗиси болса, шу бир адәмниң гунайиниң ақивитигә пүтүнләй охшимайду. Чүнки бир адәмниң бир қетим өткүзгән итаәтсизлигидин чиқарған һөкүм инсанларни гунакар дәп бекиткән болсиму, амма шу шапаәтлик соғат болса көплигән кишиләрниң нурғун итаәтсизликлиридин «һәққаний қилиниш»қа елип бариду. \v 17 Әнди бир адәмниң итаәтсизлиги түпәйлидин, әнә шу бир адәм арқилиқ өлүм һөкүмран болған йәрдә, \add Худаниң\add* мол меһри-шәпқитини, шундақла һәққанийлиқ болған шапаәтлик соғитини қобул қилғанлар бир адәм, йәни шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!\f □ \fr 5:17 \fr*\ft \+bd «шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!»\+bd* — «һөкүмранлиқ қилғучилар» дегән ибарә: — бу дунияда гуна үстидин, өлүм үстидин, Шәйтан қатарлиқлар үстидин ғәлибә қилип һөкүмран болушни көрсәтсә керәк. Кәлгүсидә, Худаниң падишалиғи кәлгәндә шу һөкүмранлиқниң башқа тәрәплириму болиду.\ft*\f* \m \v 18 Шуңа, бир қетимлиқ итаәтсизлик түпәйлидин барлиқ инсанлар гунаниң җазасиға мәһкүм қилинған болса, охшашла бир қетимлиқ һәққаний әмәл билән һаятлиқ елип келидиған һәққанийлиқ пүткүл инсанларға йәткүзүлгән. \v 19 Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду. \f □ \fr 5:19 \fr*\ft \+bd «Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду»\+bd* — бу интайин муһим айәт, Адәм ата «өз ичигә алған» барлиқ инсанларға гуналиқ тәбиитини йәткүзгәндәк, охшашла Мәсиһ Әйсаму етиқат арқилиқ «Өз ичигә алған» барлиқ инсанларға йеңи һәққаний тәбиитини йәткүзиду. Адәм ата гунакар инсан аилисиниң беши болған; Мәсиһ Әйса йеңи бир хил инсан аилисиниң беши вә униң тунҗа әзаси һәм вәкили болди.\ft*\f* \v 20 Әнди Тәврат қануни инсанниң итаәтсизликлири көпрәк ашкарлинип билинсун дәп киргүзүлгән еди. Лекин гуна қәйәрдә көпәйгән болса, \add Худаниң\add* меһри-шәпқитиму шу йәрдә техиму ешип ташти. \x + \xo 5:20 \xo*\xt Луқа 7:47; Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 7:8; Гал. 3:19\xt*\x* \v 21 Шуниңдәк, гуна \add инсанийәтниң\add* үстидин һөкүмранлиқ қилип \add уларни\add* өлүмгә елип барғинидәк, \add Худаниң\add* меһри-шәпқити һәққанийлиққа асаслинип һөкүмранлиқ қилип, инсанни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятлиққа ериштүриду. \b \b \m \c 6 \s1 Гунадин қутулуп Мәсиһ арқилиқ һаятлиққа еришиш \m \v 1 Ундақта, немә дегүлүк? Худаниң меһри-шәпқити техиму ашсун дәп гуна ичидә яшаверәмдуқ? \v 2 Яқ, һәргиз! Гунаға нисбәтән өлгән бизләр қандақму униң ичидә яшаверимиз? \v 3 Яки силәр билмәмсиләр? Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?\f □ \fr 6:3 \fr*\ft \+bd «Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?»\+bd* — «Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлүш» суға чөмүлдүрүп етиқатни етирап қилишни көрситәмду, яки Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлүшни көрситәмду? Бизниңчә һәр иккисини көрситиду. Чүнки Худа алдида пәқәт «бир чөмүлдүрүлүш» бар («Әф.» 4:5); Худаниң адәмниң суға чөмүлдүрүлүшидә болған мәхсити, бу чөмүлдүрүлүш арқилиқ Өз Роһиға чөмүлдүрүлүшни елип беришидин ибарәт. Бириси суға чөмүлдүрүлүп Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлмигән болса техи толуқ «Мәсиһ ичигә чөмүлдүрүлгән» болмайду (Инҗил, «Рос.» 19:1-6, «Әф.» 4:5, «Кол.» 2:11-13, «1Пет.» 3:21 вә изаһатларни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 6:3 \xo*\xt Гал. 3:27.\xt*\x* \v 4 Биз чөмүлдүрүш арқилиқ Униң өлүми ичигә кирип, Униң билән биллә көмүлдуқ; буниң мәхсити, Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк, бизниңму йеңи һаятта меңишимиз үчүндур.\f □ \fr 6:4 \fr*\ft \+bd «Биз чөмүлдүрүш арқилиқ униң өлүми ичигә кирип»\+bd* — грек тилида «чөмүлдүрүлүш» «шу чөмүлдүрүлүш» дейилиду. Жуқириқи изаһатни көрүң. \+bd «Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк...»\+bd* — «Ата» Худаатини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 6:4 \xo*\xt Рим. 8:11; Әф. 4:23; Фил. 3:10,11; Кол. 2:12; 3:10; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:2.\xt*\x* \m \v 5 Чүнки \add Мәсиһниң\add* өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму Униң билән биргә болимиз.\f □ \fr 6:5 \fr*\ft \+bd «Чүнки Мәсиһниң өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму униң билән биргә болимиз»\+bd* — «Униң өлүмигә охшаш бир өлүм» суға чөмүлдүрүлүшни көрситиду; «Униң тирилишигә охшаш бир тирилиш» бизниңчә (1) йеңи һаятқа еришиш; вә (2) қиямәт күнидики тирилишниму көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 6:5 \xo*\xt Рим. 8:11; Кол. 3:1.\xt*\x* \v 6 Шуни билимизки, гунаниң макани болған тенимиз кардин чиқирилип, гунаниң қуллуғида йәнә болмаслиғимиз үчүн, «кона адәм»имиз Мәсиһ билән биллә крестлинип өлгән\x + \xo 6:6 \xo*\xt Гал. 2:20; 5:24; Фил. 3:10; 1Пет. 4:1, 2.\xt*\x* \v 7 (чүнки өлгән киши гунадин халас болған болиду).\x + \xo 6:7 \xo*\xt 1Пет. 4:1.\xt*\x* \v 8 Мәсиһ билән биллә өлгән болсақ, униң билән тәң яшайдиғанлиғимизғиму ишинимиз.\x + \xo 6:8 \xo*\xt 2Тим. 2:11.\xt*\x* \v 9 Чүнки Мәсиһниң өлүмдин тирилгәндин кейин қайта өлмәйдиғанлиғи, өлүмниң әнди Униң үстидин йәнә һөкүмранлиқ қилалмайдиғанлиғи бизгә мәлум. \x + \xo 6:9 \xo*\xt Вәһ. 1:18.\xt*\x* \v 10 Чүнки Униң өлүми, У гунани бир тәрәп қилиш үчүн пәқәт бир қетимлиқ өлди; Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур. \f □ \fr 6:10 \fr*\ft \+bd «Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур»\+bd* — «Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур»: бу ибариниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду (11-айәтни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 6:10 \xo*\xt 1Пет. 2:24.\xt*\x* \v 11 Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларни гунаға нисбәтән өлгән, амма Мәсиһ Әйсада болуп Худаға йүзлинип тирик дәп һесаплаңлар. \m \v 12 Шуңа гунаниң өлидиған тениңларда һөкүмранлиқ қилишиға йол қоймаңлар, униң рәзил арзу-һәвәслиригә бойсунмаңлар, \v 13 шуниңдәк тениңларниң һеч әзасини һәққанийәтсизлиққа қурал қилип гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә, өлүмдин тирилдүрүлгәнләрдәк, өзүңларни Худаға атаңлар һәмдә тениңлардики әзаларни һәққанийәтниң қурали қилип Худаға атаңлар.\x + \xo 6:13 \xo*\xt Луқа 1:74; Рим. 12:1; Гал. 2:20; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2.\xt*\x* \m \v 14 Гуна силәрниң үстүңларға һеч һөкүмранлиқ қилмайду; чүнки силәр Тәврат қануниниң астида әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити астида яшаватисиләр. \b \m \s1 Һәққанийлиқниң қули болуш һаятлиқ йолидур \m \v 15 Ундақта, қандақ қилиш керәк? Қанунниң астида әмәс, меһри-шәпқәт астида болғанлиғимиз үчүн гуна садир қиливәрсәк боламду? Яқ, һәргиз! \v 16 Өзлириңларни итаәтмән қуллардәк биригә тутуп бәрсәңлар, шу кишиниң қули болғанлиғиңларни билмәмсиләр — яки өлүмгә елип баридиған гунаниң қуллири, яки Худа алдида һәққанийлиққа елип баридиған итаәтмәнликниң қуллири болушуңлар муқәррәр? \x + \xo 6:16 \xo*\xt Юһ. 8:34; 2Пет. 2:19.\xt*\x* \v 17 Худаға тәшәккүр! Бурун гунаниң қули болғансиләр, бирақ \add Мәсиһниң\add* тәлимигә башлинип, бу тәлим көрсәткән нәмунигә чин дилиңлардин итаәт қилдиңлар. \v 18 Силәр гунаниң күчидин қутулдурулуп, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар.\x + \xo 6:18 \xo*\xt Юһ. 8:32; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.\xt*\x* \m \v 19 Әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән: — илгири силәр тән әзайиңларни напак ишларға вә әхлақсизлиққа қуллардәк тутуп беришиңлар билән техиму әхлақсизлиқларни қилғандәк, әнди һазир тән-әзалириңларни пак-муқәддәсликкә башлайдиған һәққанийлиққа қуллардәк тутуп бериңлар. \f □ \fr 6:19 \fr*\ft \+bd «әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән...»\+bd* — «мән инсанчә сөзләватимән» дегән ибарә тоғрилиқ 3:5тики изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 20 Силәр гунаниң қуллири болған вақтиңларда, һәққанийлиқниң илкидә әмәс едиңлар. \x + \xo 6:20 \xo*\xt Юһ. 8:34.\xt*\x* \v 21 Һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда силәр зади қандақ мевә көрдүңлар? У ишларниң ақивети өлүмдүр. \v 22 Бирақ, һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болған екәнсиләр, силәрдә өзүңларни пак-муқәддәсликкә елип баридиған мевә бар, униң нәтиҗиси мәңгүлүк һаяттур. \m \v 23 Чүнки гунаниң иш һәққи йәнила өлүмдур, бирақ Худаниң Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған соғити болса мәңгүлүк һаяттур.\x + \xo 6:23 \xo*\xt Яр. 2:17; Рим. 5:12; 1Кор. 15:21; Яқ. 1:15.\xt*\x* \b \b \m \c 7 \s1 Никаһ мунасивитидин мисал \m \v 1 И қериндашлар, мән һазир Тәврат қанунини билгәнләргә сөзләватимән; силәр қанунниң пәқәт һаят вақтидила инсан үстигә һөкүмран болидиғанлиғини билмәмсиләр? \m \v 2 Мәсилән, ери бар аял, ери һаятла болидикән, қанун бойичә еригә бағланған; лекин ери өлүп кәтсә, \add өзини еригә бағлиған\add* никаһ қанунидин азат қилиниду.\x + \xo 7:2 \xo*\xt 1Кор. 7:2,10,39.\xt*\x* \v 3 Шуниң үчүн, бу аял ери һаят вақтида башқа бир әргә бағланса, зинахор аял дәп атилиду. Лекин ери өлүп кәтсә, у \add никаһ\add* қанунидин әркин болиду; шу чағда башқа бир әргә тәгсә, зина қилған болмайду.\x + \xo 7:3 \xo*\xt Мат. 5:32.\xt*\x* \v 4 Худди шуниңдәк, қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһниң \add қурбанлиқ\add* тени арқилиқ Тәврат қануниға нисбәтән өлдүңлар. Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур.\f □ \fr 7:4 \fr*\ft \+bd «Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур»\+bd* — бирдин-бир «өлүмдин Тирилгүчи» Мәсиһдур, әлвәттә. «Худаға мевә бериш»ниң һәр тәрәплимә мәнаси бар; «никаһниң мевиси» адәттә балилар болиду; Мәсиһкә бағлинишниң нәтиҗиси бәлким башқиларниң биз арқилиқ Худаға етиқат бағлап Униңға пәрзәнт болушидин ибарәт болиду; бу, шүбһисизки, расул мошу йәрдә көрсәткән «мевә»ниң бир қисми. «Гал.» 5:22ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 7:4 \xo*\xt Гал. 2:19; 1Пет. 4:1.\xt*\x* \m \v 5 Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди;\f □ \fr 7:5 \fr*\ft \+bd «Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди»\+bd* — «әт» дегән сөзниң мошу йәрдики мәнаси тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап» дегән сөзләр қанунниң инсанниң тәбиитидә пәйда қилған тәсирлирини көрситиду. Буниң үч тәрипи бар: (1) инсанниң нурғун қилмишлири аңсиз; (2) инсанниң тәбиити бәк тәтүр болуп, Худа буни қил десә, у башқичә қилиду; (3) (әң муһими) нурғун кишиләр шу гувалиқни беридуки, өзиниң Худаниң қанунлириға әмәл қилишқа тиришқансери өз гуналири техиму ашкарилиниду, һәтта көпийип кетиду. Төвәндики 7-25-айәтләрдә Павлус өзиниң бу тоғрилиқ тәҗрибисини биз үчүн қисқичә баян қилиду.\ft*\f* \v 6 лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида \add Худаниң\add* қуллуғида болимиз.\f □ \fr 7:6 \fr*\ft \+bd «лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида (Худаниң) қуллуғида болимиз»\+bd* — оқурмән «Тәврат қануни»ға әмәл қилай десә, униңда 613 маддилиқ әмир-бәлгүлиминиң бар екәнлигини билиши керәк. Уларға әмәл қилиш биряқта турсун, уларни есидә чиң тутушла көп адәмләргә қийин келиши мүмкин. \ft*\fp «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.\fp*\f* \x + \xo 7:6 \xo*\xt Рим. 2:29; 2Кор. 3:6.\xt*\x* \b \m \s1 Муқәддәс қанун вә гуна \m \v 7 Ундақта немә дегүлүк? Тәврат қануниниң өзи гунаму? Һәргиз ундақ әмәс! Дәрвәқә, қанунниң көрсәтмилири болмиса, гунаниң немә екәнлигини билмәйттим. Қанун «нәпсанийәтчилик қилма» демигән болса, нәпсанийәтчиликниң немә екәнлигини билмигән болаттим.\x + \xo 7:7 \xo*\xt Мис. 20:17; Қан. 5:21; Рим. 3:20; Ибр. 7:18.\xt*\x* \v 8 Лекин гуна қанунниң әмри арқилиқ пурсәт тепип, ичимдә һәр хил нәпсанийәтчиликләрни қозғиди. Тәврат қануни болмиса, гунаму өлүктәк җансиз болатти.\x + \xo 7:8 \xo*\xt Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 5:20; Гал. 3:19.\xt*\x* \v 9 Бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда һаят едим, лекин қанун әмрини билишим биләнла, гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди. \f □ \fr 7:9 \fr*\ft \+bd «бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда ...»\+bd* — буниң мәнаси бәлким: «Тәврат қануниниң мәндин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшәнмәйдиған вақтимда,....». \+bd «қанун әмрини билишим биләнла...»\+bd* — грек тилида «қанун әмри маңа кәлгәндила,....». \+bd «....гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди»\+bd* — мошу айәттики «өлүм» шүбһисизки, роһий җәһәттики өлүмни көрситиду.\ft*\f* \v 10 Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри әксичә маңа өлүм елип кәлди. \f □ \fr 7:10 \fr*\ft \+bd «Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри ...»\+bd* — мәсилән, «Қан.» 4:1ни көрүң.\ft*\f* \v 11 Чүнки гуна қанунниң әмри билән һуҗум пурситини тепип, мени аздурди вә әмир арқилиқ мени өлтүрди. \m \v 12 Буниңдин қариғанда қанун һәқиқәтән пак-муқәддәстур, униң әмриму муқәддәс, тоғра-адаләтлик вә яхшидур. \x + \xo 7:12 \xo*\xt 1Тим. 1:8.\xt*\x* \v 13 Ундақта, яхши болғини маңа өлүм болдиму? Һәргиз ундақ әмәс! Бәлки, гунаниң қәвәтла қәбиһ екәнлиги әмир арқилиқ очуқ ашкарилиниши үчүн, бу яхши әмирниң вастиси билән гуна мәндә өлүм пәйда қилди. \b \m \s1 Гунаниң дәһшәтлик күчи \m \v 14 Тәврат қануниниң «роһқа тәвә» екәнлигини билимиз. Бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән. \f □ \fr 7:14 \fr*\ft \+bd «бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән»\+bd* — «әткә тәвә» яки «әттә болған» тоғрилиқ кириш сөзни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 7:14 \xo*\xt Йәш. 52:3.\xt*\x* \v 15 Чүнки немә қиливатқинимни өзүмму билмәймән. Чүнки өзүм нийәт қилған ишларни қилмаймән; әксичә, нәпрәтлинидиғинимни қилимән. \x + \xo 7:15 \xo*\xt Гал. 5:17.\xt*\x* \v 16 Лекин әгәр өзүм халимиған ишларни қилсам, өзүм қанунниң яхши екәнлигини етирап қилған болимән. \v 17 Шундақ екән, бу ишларни мән әмәс, бәлки ичимдә мәвҗут болған гуна қилдуриду. \v 18 Ичимдә, йәни мениң әтлиримдә һеч яхшилиқниң мәвҗут әмәслигини билимән; чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, уни қилалмаймән. \x + \xo 7:18 \xo*\xt Яр. 6:3,5; 8:21.\xt*\x* \v 19 Шуниң үчүн өзүм халиған яхшилиқни қилмай, әксичә халимиған яманлиқни қилимән. \v 20 Өзүм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилидиған мән әмәс, бәлки ичимдә макан қилған гунадур. \m \v 21 Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду. \f □ \fr 7:21 \fr*\ft \+bd «Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду»\+bd* — грек тилида «қанунийәт» вә «қанун» бирла сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 22 Қәлбимдә Худаниң қанунидин сөйүнимән; \x + \xo 7:22 \xo*\xt Әф. 3:16.\xt*\x* \v 23 бирақ тенимдики әзалиримда башқа бир қанунийәтни сезимән. Бу қанунийәт қәлбимдики қанун билән җәң қилип, мени тенимдики әзалиримдики гуна садир қилдурғучи қанунийәткә әсир қилиду. \x + \xo 7:23 \xo*\xt Гал. 5:17.\xt*\x* \v 24 Немидегән дәрдмән адәммән-һә! Өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар? \v 25 Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун! Шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән.\f □ \fr 7:25 \fr*\ft \+bd «Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун!»\+bd* — демәк, у өзи қилалмайдиған ишни Худа Өзи қилған; башқичә ейтқанда, «Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ адәмни қутқузидиған Худаға тәшәккүр!». \+bd «шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән»\+bd* — төвәндики 8-бап, 8-9-айәтни көрүң.\ft*\f* \b \b \m \c 8 \s1 Муқәддәс роһтики һаятлиқ қанунийити \m \v 1 Хуласилисақ, Мәсиһ Әйсада болғанлар гунаниң җазасиға мәһкүм болмайду. \v 2 Чүнки Мәсиһ Әйсада болған һаятлиқни бәхш етидиған Роһниң қанунийити адәмни гунаға вә өлүмгә елип баридиған қанунийәттин силәрни халас қилди.\f □ \fr 8:2 \fr*\ft \+bd «силәрни халас қилди»\+bd* — бәзи кона көчүрмә орам язмиларда «мени халас қилди» дәп йезилиду.\ft*\f* \x + \xo 8:2 \xo*\xt Юһ. 8:36; Рим. 6:18, 22; Гал. 5:1.\xt*\x* \v 3 Чүнки \add гуналиқ\add* әт елип келидиған аҗизлиқ түпәйлидин Тәврат қануни қилалмиғанни Худаниң Өзи \add қилди\add*; У Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип, әттики мәвҗут гунани \add өлүмгә\add* мәһкүм қиливәтти;\f □ \fr 8:3 \fr*\ft \+bd «У (Худа) Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунаға қурбанлиқ сүпитидә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип»\+bd* — Әйса Мәсиһ пүтүнләй инсан болди, униң тени бизниң тенимизгә охшаш, бирақ униң ети «гунакар әт» әмәс еди; шуңа Павлус униң: «гунакар әткә \+bd охшайдиған\+bd* әтлик қияпәт»лик тәндә дунияға кәлгәнлигини баян қилиду.\ft*\f* \x + \xo 8:3 \xo*\xt Рос. 13:39; Рим. 3:28; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.\xt*\x* \v 4 буниң билән \add муқәддәс\add* қанунниң һәққаний тәливи әткә әгәшмәйдиған, бәлки Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду.\f □ \fr 8:4 \fr*\ft \+bd «муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи... (Муқәддәс) Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду»\+bd* — «қанунниң һәққаний тәливи» — кириш сөзимиздә «ишәнгүчиләрниң Тәврат қануни билән мунасивити тоғрилиқ» язғинимизни көрүң.\ft*\f* \m \v 5 Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.\f □ \fr 8:5 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс Роһ»\+bd* — грек тилида «Роһ». 6-, 13-, 23-, 26- вә 27-айәттиму шундақ.\ft*\f* \x + \xo 8:5 \xo*\xt 1Кор. 2:14.\xt*\x* \v 6 Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур; \v 7 чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс; \v 8 әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду. \m \v 9 Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс. \x + \xo 8:9 \xo*\xt 1Кор. 3:16.\xt*\x* \v 10 Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур. \f □ \fr 8:10 \fr*\ft \+bd «Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур»\+bd* — демәк, бириси етиқат арқилиқ Худаниң һәққанийлиғиға еришкән болса, шу һаман мәңгүлүк һаят униң роһида башлиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һәққанийлиқ түпәйлидин (Муқәддәс) Роһ силәрниң һаятиңлар болди».\ft*\f* \v 11 Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.\f □ \fr 8:11 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчи»\+bd* — Худа, әлвәттә. \+bd «Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин Тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду»\+bd* — бу баянни икки тәрәптә чүшәнгили болиду: (1) Худа қиямәт күнидә бу дунияда өлидиған тенимизни тирилдүриду; (2) тенимиз бу дунияда гуна түпәйлидин «өлүмгә мәһкүм болған» (10-айәт), лекин Худа бизгә Өз Роһи арқилиқ һаят өткүзүп, тенимизни күчәйтип җанландуриду. Бизниңчә һәр икки мәнаси тоғридур.\ft*\f* \x + \xo 8:11 \xo*\xt Рим. 6:4, 5; 1Кор. 6:14; 2Кор. 4:14; Әф. 2:5; Кол. 2:13.\xt*\x* \m \v 12 Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз. \v 13 Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр. \f □ \fr 8:13 \fr*\ft \+bd «... Әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр»\+bd* — грек тилида «... Әткә әгишип яшисаңлар, өлисиләр».\ft*\f* \v 14 Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрзәнтлиридур. \x + \xo 8:14 \xo*\xt Гал. 5:18.\xt*\x* \v 15 Чүнки силәр қобул қилған роһ қуллуққа аит әмәс, шундақла силәрни қайта қорқунучқа салғучи бир хил роһ әмәс, бәлки силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр; У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилимиз. \f □ \fr 8:15 \fr*\ft \+bd «...силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр»\+bd* — «оғуллуққа елип баридиған» — «Худаға оғул болушқа елип баридиған», демәк. Грек тилида бу сөз адәттә бирисиниң житим балини өз оғлум дәп қобул қилип беқивелишини көрситиду. \+bd «У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилими»\+bd* — «Абба» дегән сөз ибраний тили болуп, «сөйүмлүк ата» дегән мәнидә. «Абба» һәм сөйүмлүк мунасивәтни һәм һөрмәтни билдүриду. Павлус ибраний тилидики бу сөзни грек тилида сөзләйдиған Рим шәһиридики етиқатчиларға мошу йәрдә тонуштуриду.\ft*\f* \x + \xo 8:15 \xo*\xt Йәш. 56:5; 1Кор. 2:12; Гал. 3:26; 4:5, 6; 2Тим. 1:7.\xt*\x* \v 16 Роһ бизниң өз роһумиз билән биллә бизниң Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериду. \x + \xo 8:16 \xo*\xt 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13; 4:30.\xt*\x* \v 17 Худаниң балилири екәнмиз, әнди мирасхорларму болимиз — Худаниң мирасхорлири һәмдә Мәсиһ билән тәң мирасхор болимиз — пәқәтла униң билән тәң азап-оқубәт тартсақла, униң билән шан-шәрәптин тәң бәһримән болимиз.\x + \xo 8:17 \xo*\xt 2Тим. 2:11,12.\xt*\x* \b \m \s1 Кәлгүсидики шан-шәрәп \m \v 18 Чүнки мән һазирқи азап-оқубәтләрниң кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ дәп һесаплаймән. \f □ \fr 8:18 \fr*\ft \+bd «кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ»\+bd* — «һеч селиштурғучилиғи йоқ» грек тилида «селиштурушқа әрзимәйду». «Биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бизгә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр...». Бирақ кейинки айәткә қариғанда тәрҗимимиз тоғридур.\ft*\f* \x + \xo 8:18 \xo*\xt Мат. 5:12; 2Кор. 4:10, 17; Фил. 3:20; 1Пет. 4:13; 1Юһа. 3:1, 2.\xt*\x* \v 19 Чүнки пүткүл каинат Худаниң оғуллириниң аян қилинишини интизарлиқ билән күтмәктә. \v 20-21 Чүнки яритилған каинат \add Худаниң\add* \add ләнити астида қелип\add*, бимәниликкә чөктүрүлди. Бу, каинатниң өз ихтияри билән әмәс, бәлки уни чөктүргүчиниң ирадиси билән болди вә шундақ үмүти билән болдики, каинат өзиму чириштин болған қуллуқтин қутқузулуп, Худаниң пәрзәнтлиригә беғишлинидиған шан-шәрәпкә тәвә болған һөрлүккә ериштүрүлүштин ибарәт еди. \m \v 22 Чүнки пүткүл каинатниң һазирғичә налә-пәряд көтирип, туғут толғиғиниң азавини бирликтә тартиватқанлиғини билимиз. \x + \xo 8:22 \xo*\xt Вәһ. 5:13\xt*\x* \v 23 Ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни \add муқәддәс\add* Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә \add Худаниң\add* оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз.\f □ \fr 8:23 \fr*\ft \+bd «...Худаниң оғуллири сүпитидә қобул қилинишимиз...»\+bd* — грек тилида «оғуллуққа қобул қилинишимизни». \+bd «ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә (Худаниң) оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз»\+bd* — бу айәттики үч нуқта тоғрилиқ тохтилимиз; (1) «Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевиси»; бу ибариниң бәлким икки җәһәти бар: (а) Муқәддәс Роһ барлиқ ишәнгүчиләрдә Худаниң мевисини, йәни муһәббәт, шатлиқ, хатирҗәмлик қатарлиқларни чиқириду; бу мевә болса Худаниң падишалиғиниң бу дунияда чиқарған тунҗа мевисидур вә шундақла униң реаллиғиға испат болиду (14:17ни көрүң); (ә) ишәнгүчиләр өзлиридә чиқирилған бу мевидин бәһримән болуп, униңдин Худаниң падишалиғиниң кәлгүсидә пүткүл дунияға, җүмлидин өзлириниң һәммиси үстигә толуқ һөкүмранлиқ қилидиғанлиғиға испат һәм капаләт дәп билиду; (2) «оғул сүпитидә қобул қилиниш» — кона заманларда мөтивәр адәм мәлум намрат яки «җәмийәттә орни йоқ» бир яш кишини беқивалмақчи болса, җамаәтни чоң сорунға чақирип уни «өз оғлум», «өз қизим» дәп җакалайтти. Расул Худаму кәлгүсидә аләм алдида ишәнгүчиләрни «Өз оғлум» дәп шундақ җакалайдиғанлиғини көрсәтмәкчи. (3) «тенимизниң ниҗаттики һөрлүккә чиқирилиши» — һазир ишәнгүчиләргә Худаниң ниҗат-илтипати билән йеңи роһи, йеңи қәлби бар; Мәсиһ Әйса биз үчүн еришкән ниҗатта йәнә «йеңи тенимиз»му бар, қиямәт күнидә уни У бизгә бериду.\ft*\f* \x + \xo 8:23 \xo*\xt Луқа 21:28.\xt*\x* \m \v 24 Биз үмүткә бағланғачқа тқузулған екәнмиз. Лекин үмүт қилинған нәрсә көрүлгән болса, у йәнә үмүт боламду? Кимму көз алдидики нәрсини үмүт қилсун? \v 25 Бирақ, техи көрмигинимизгә үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәктур. \m \v 26 Шуниңдәк, инсаний аҗизлиғимизда \add Муқәддәс\add* Роһ келип бизгә ярдәм қилиду; чүнки қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Роһниң Өзи ипадилигүсиз налә-пәряд билән биз үчүн \add Худаниң алдида\add* туруп дуа-тилавәт қилмақта. \f □ \fr 8:26 \fr*\ft \+bd «...инсаний аҗизлиғимизда Муқәддәс Роһ келип бизгә ярдәм қилиду... »\+bd* — «Муқәддәс Роһ» — грек тилида пәқәт «Роһ» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 8:26 \xo*\xt Мат. 20:22; Яқ. 4:3.\xt*\x* \v 27 Инсанларниң қәлбини инчикиләп күзитип Қариғучи болса, \add Муқәддәс\add* Роһниң ой-нийәтлириниң немә екәнлигини билиду; чүнки У Худаниң ирадиси бойичә муқәддәс бәндилири үчүн \add Худаниң алдида\add* дуа қилип өтүнмәктә. \v 28 Шундақла шуни билимизки, пүткүл ишлар Худани сөйидиғанларниң, йәни униң мәхсәт-муддиаси бойичә чақирилғанларниң бәхит-бәрикитигә бирликтә хизмәт қилмақта. \v 29 Чүнки Худа алдин көңлигә пүккәнкишиләрни, уларниң кәлгүсидә Өз Оғлиниң образиға охшаш болидиғинини, Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән. \f □ \fr 8:29 \fr*\ft \+bd «Худа... Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән»\+bd* — «тунҗа оғул» биринчи орунда, мошу йәрдә пүткүл аләмдә биринчи орунда туриду, әлвәттә. «Зәб.» 88:28ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:29 \xo*\xt Кол. 1:18.\xt*\x* \v 30 Алдин бекиткән кишиләрни У чақирди, чақирған кишиләрни У һәққаний қилди; һәққаний қилғанларға У шан-шәрәп ата қилди. \b \m \s1 Худаниң меһир-муһәббитиниң күчлүклиги \m \v 31 Ундақта, бу ишларға йәнә немә дәйли? Худа биз тәрәптә турған екән, кимму бизгә қарши чиқалисун?! \x + \xo 8:31 \xo*\xt Чөл. 14:8.\xt*\x* \v 32 Өз Оғлиниму айимай, Уни һәммимиз үчүн пида йолиға тапшурған \add Худа\add*, Униңға қошуп һәммини бизгә шәртсиз ата қилмай қаларму? \x + \xo 8:32 \xo*\xt Яр. 22:12; Йәш. 53:5; Юһ. 3:16.\xt*\x* \v 33 Кимму Худаниң таллиғанлири үстидин шикайәт қилалисун?! Худа һәққаний қилған йәрдә, \x + \xo 8:33 \xo*\xt Йәш. 50:8.\xt*\x* \v 34 кимму гунаға мәһкүм қилалисун? Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн \add Худаниң алдида\add* туруп дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ шундақ қиларму?! \f □ \fr 8:34 \fr*\ft \+bd «Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн ... дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ»\+bd* — «Худаниң оң йенида» болса аләмниң әң жуқури җайи, һәммини башқуридиған йәр.\ft*\f* \x + \xo 8:34 \xo*\xt Ибр. 7:25.\xt*\x* \v 35 Ким бизни Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлисун? Җапа-мушәққәтму, дәрд-әләмму, зиянкәшликму, ачарчилиқму, ялаңачлиқму, хейим-хәтәрму яки қиличму? \v 36 \add Муқәддәс язмиларда\add* ейтилғинидәк: — \m «Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, \m Боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз».\f □ \fr 8:36 \fr*\ft \+bd «Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз»\+bd* — «Зәб.» 43:23 — нәқил көлтүрүлгән бу айәт бойичә ишәнгүчиләр Худаниң йолида, Худани дәп көп җапа-мушәққәтләргә вә зиянкәшликкә учриши мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 8:36 \xo*\xt Зәб. 43:23; 1Кор. 4:9; 2Кор. 4:11.\xt*\x* \m \v 37 Бирақ бизни Сөйгүчигә тайинип буларниң һәммисидә ғалипларниң ғаливи болмақтимиз; \v 38 Шуниңға қәтъий қайил қилиндимки, мәйли өлүм болсун һаятлиқ болсун, пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун, һазирқи ишлар яки кәлгүсидики ишлар болсун, һәр қандақ роһий күчләр болсун, \f □ \fr 8:38 \fr*\ft \+bd «пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун,...»\+bd* — «җин-шәйтан һөкүмранлар» болса грек тилида пәқәт «һөкүмранлар»ла дейилиду. Инҗилда бу сөз адәттә җин-шәйтанларни көрситиду («Әф.» 6:12ни көрүң). \+bd «һәр қандақ роһий күчләр болсун»\+bd* — грек тилида «һәр қандақ күчләр болсун».\ft*\f* \v 39 пәләк болсун һаң болсун, шундақла пүткүл каинатта яритилған һәр қандақ башқа бир шәйи болсун, бизни Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған Худаниң меһир-муһәббитидин һеч қачан айривәткүчи болалмайду. \b \b \m \c 9 \s1 Худа вә Униң таллиғини Исраил \m \v 1 Мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән, ялған гәп ейтмаймән, виҗданим Муқәддәс Роһниң илкидә болуп өзәмгә гувалиқ қилмақта —\f □ \fr 9:1 \fr*\ft \+bd «мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән»\+bd* — «Мәсиһтә»: «Мәсиһгә мәнсуп болуп, Униң йетәкчилигидә, Униңдин илтипат, күч-қудрәтни алғанда.....» дегән мәнидә,. «Кириш сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 9:1 \xo*\xt Рим. 1:9; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27.\xt*\x* \v 2 Қәлбимдә зор дәрд-әләм вә түгимәс азап бар. \v 3-4 Чүнки мениң бурадәрлирим, йәни җисманий җәһәттики қериндашлирим болған Исраилларни \add ниҗат тапқузалисам\add* \add Худаниң\add* ләнитигә қелип Мәсиһтин мәһрум қилинишимни тиләшкә рази едим; улар Исраиллар! — уларға оғуллуқ һоқуқи, \add Худаниң\add* шан-шәривиниң аян қилиниши, әһдилири, Тәврат қануниниң аманәт болуши, ибадәт хизмәтлири вә \add Тәврат\add* вәдилири несивә қилинди.\f □ \fr 9:3-4 \fr*\ft \+bd «уларға оғуллуқ һоқуқи,... вә Тәврат вәдилири несивә қилинди»\+bd* — «оғуллуқ һоқуқи» дегәклик, Мәсиһ арқилиқ Худаға оғул болуштики имтияз.\ft*\f* \x + \xo 9:3-4 \xo*\xt Мис. 32:32; Рим. 10:1; Мис. 4:22; Қан. 7:6; Рим. 2:17; 3:2; Әф. 2:12.\xt*\x* \v 5 Улуқ \add ибраний\add* ата-бовилири уларниңкидур; җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин! \f □ \fr 9:5 \fr*\ft \+bd «улуқ ибраний ата-бовилири»\+bd* — демәк, Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп вә Йәһуда қатарлиқлар. \+bd «җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур»\+bd* — демәк, Мәсиһниң туғулушиниң \+bd роһий җәһәтиму\+bd* бар еди — У һәм инсандин (пак Исраиллиқ қиз Мәрйәмдин) һәм Муқәддәс Роһдин туғулған. \+bd «...мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин!»\+bd* — расул Павлусқа әң дәрд йәткүзидиған иш — Мәсиһ Исраилда туғулған вә толуқ Худалиқ тәбиити болсиму, Исраиллар өзлири уни, йәни өз Мәсиһини һеч тонумайтти.\ft*\f* \x + \xo 9:5 \xo*\xt Йәр. 23:6; Юһ. 1:1; Рос. 20:28; Рим. 1:4; Ибр. 1:8,9,10.\xt*\x* \m \v 6 — Бирақ Худаниң \add Исраилға болған\add* сөзи бекар болди, демәймән; чүнки Исраилдин болғанларниң һәммисила һәқиқий Исраил һесапланмайду;\x + \xo 9:6 \xo*\xt Чөл. 23:19; Юһ. 8:39; Рим. 2:28; 3:3; 2Тим. 2:13.\xt*\x* \v 7 шуниңдәк, Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири һесапланмайду. Чүнки \add муқәддәс язмиларда Ибраһимға\add*: «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — дейилгән. \f □ \fr 9:7 \fr*\ft \+bd «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду»\+bd* — («Яр.» 21:12). Бу сөз интайин қисқа болуп, толуқ мәнаси: «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң, йәни пүткүл дунияға бәхитимни йәткүзидиған әвлатлириң Исмаилдин әмәс, Исһақтинла келип чиқиду» дегәндәк.\ft*\f* \x + \xo 9:7 \xo*\xt Яр. 21:12; Гал. 3:29; 4:23; Ибр. 11:18.\xt*\x* \m \v 8 Демәк, җисманий җәһәттин \add Ибраһимдин\add* төрәлгән пәрзәнтләр Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки \add Худаниң\add* вәдиси арқилиқ төрәлгәнләр \add Ибраһимниң\add* һәқиқий нәсли һесаплиниду.\x + \xo 9:8 \xo*\xt Гал. 4:28.\xt*\x* \v 9 Чүнки Худаниң бәргән вәдиси мундақ еди: «\add Келәр жили\add* мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду».\f □ \fr 9:9 \fr*\ft \+bd «Келәр жили мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду»\+bd* — («Яр.» 18:10, 14). Бу айәттә дейилгән «оғул» Исһақ болиду.\ft*\f* \x + \xo 9:9 \xo*\xt Яр. 18:10.\xt*\x* \m \v 10 Униң үстигә, Ривкаһ бир әрдин, йәни әҗдатимиз Исһақтин \add кош гезәкгә\add* һамилдар болғанда, \x + \xo 9:10 \xo*\xt Яр. 25:21.\xt*\x* \v 11-12 Пәрзәнтлири техи туғулмиғанда, һеч қандақ яхши яки яман ишниму қилмаста, Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн, Ривкаһға: «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — дейилгән еди.\f □ \fr 9:11-12 \fr*\ft \+bd «Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн...»\+bd* — «Чақирғучи болған» — Худа Өзи, әлвәттә. \+bd «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду»\+bd* — («Яр.» 25:23). Қош гезәкниң кичиги Яқуп, чоңи Әсав болиду.\ft*\f* \x + \xo 9:11-12 \xo*\xt Яр. 25:23.\xt*\x* \v 13 Худди йәнә муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим».\f □ \fr 9:13 \fr*\ft \+bd «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим»\+bd* — Тәврат, «Мал.» 1:2-3.\ft*\f* \x + \xo 9:13 \xo*\xt Мал. 1:2-3.\xt*\x* \m \v 14 Ундақта, буларға немә дәйли? Худада адаләтсизлик барму? Һәргиз йоқ! \x + \xo 9:14 \xo*\xt Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 34:10.\xt*\x* \v 15 Чүнки Худа Мусаға мундақ дегән: — \m «Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, \m Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».\f □ \fr 9:15 \fr*\ft \+bd «Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән»\+bd* — «Мис.» 33:19.\ft*\f* \x + \xo 9:15 \xo*\xt Мис. 33:19.\xt*\x* \m \v 16 Демәк, бу иш инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға әмәс, бәлки рәһимдиллиқ көрсәткүчи Худаға бағлиқтур. \v 17 Чүнки Худа муқәддәс язмиларда Пирәвнгә мундақ дегән: — «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши».\f □ \fr 9:17 \fr*\ft \+bd «Чүнки Худа муқәддәс язмиларда пирәвнгә мундақ дегән:...»\+bd* — Пирәвн Мисирдики падиша болуп, Исраилларни қуллуққа салған. У Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлгән пәрманлириға зор қаршилиқ көрсәткән вә барғансери Худаға қарап өз көңлини таш қилип Униң сөзини аңлимиған. Бирақ ахир берип Худа Өзиниң шан-шәривини көрситиш үчүн, «Мисирдин чиқиш»та хатириләнгәндәк, «Худа Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди» (9:12) вә шуниң билән Исраилни униң қолидин қутқузуш үчүн нурғун мөҗизиләрни яратти. \+bd «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши»\+bd* — «Мис.», 9:16.\ft*\f* \x + \xo 9:17 \xo*\xt Мис. 9:16.\xt*\x* \m \v 18 Демәк, Худа халиқиниға рәһим қилиду, халиқинини таш жүрәк қилиду. \b \m \s1 Худаниң ғәзиви вә шапаити \m \v 19 Әнди бәлким сән маңа: «Худаниң ирадисигә һеч ким қарши чиқалмайдиған турса, ундақта Худа немә үчүн инсанни әйипләйду?» — дейишиң мүмкин. \m \v 20 Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллашқидәк кимсән? Қелипта шәкилләндүрүливатқан нәрсә өзини шәкилләндүргүчигә: — \m «Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» — дейәләмду? \x + \xo 9:20 \xo*\xt Йәш. 29:16, 45:9; Йәр. 18:6.\xt*\x* \v 21 Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму? \f □ \fr 9:21 \fr*\ft \+bd «Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?»\+bd* — «есил орунға ишлитидиған қачиму... адәттики орунға ишлитидиған қачиму...» немини көрситиду? Мәсилән, бир қачида өй ғоҗайини шарап ичиду, башқа бир қачиға балиниң тәрәтлири елиниду. Иккисиниң өз ишлитиш орни бар, бирақ буларниң бири «есил» бири «адәттики» дәп һесаплиниду.\ft*\f* \x + \xo 9:21 \xo*\xt 2Тим. 2:20.\xt*\x* \v 22 Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту? \f □ \fr 9:22 \fr*\ft \+bd «һалакәткә тәйярланған «қачилар»»\+bd* — яки «өзлирини һалакәткә тәйярлиған «қачилар»».\ft*\f* \v 23-24 Вә шуниң билән Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?\f □ \fr 9:23-24 \fr*\ft \+bd «Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту? Вә шуниң билән өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?»\+bd* — (22-24-айәт) оқурмәнләр диққәт қилса билидуки, Павлус өзиниң ушбу муһим соалиға җавап бәрмәйду. Соалниң умумий шәкли: «Худа шундақ қилишни халиған болса әнди бизниң қандақму униң билән такаллишиш һоқуқимиз бар?» дегәндәк. Әйни әһвал униң дегинидәк болсун яки болмисун, бу бизниң ишимиз әмәс, бәлки Худаниңкидур. Бизгә нисбәтән әң муһими шуки, гунайимиздин қутулушни халисақла, Худа Өзи Мәсиһниң қурбанлиғи арқилиқ тәйярлиған товва қилиш етиқатлиқ йолини алдимизға очуқ қилди.\ft*\f* \m \v 25 Бу худди Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: — \m «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, \m Әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән»;\f □ \fr 9:25 \fr*\ft \+bd «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән»\+bd* — «Һош.» 2:23.\ft*\f* \x + \xo 9:25 \xo*\xt Һош. 2:25\xt*\x* \m \v 26 вә йәнә: — «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, \m Кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду».\f □ \fr 9:26 \fr*\ft \+bd «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду»\+bd* — «Һош.» 1:10.\ft*\f* \x + \xo 9:26 \xo*\xt Һош. 2:1; 1Пет. 2:10.\xt*\x* \m \v 27 Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ мундақ җакалиған еди: — \m «Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду; \x + \xo 9:27 \xo*\xt Йәш. 10:22.\xt*\x* \v 28 чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду».\f □ \fr 9:28 \fr*\ft \+bd «Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду; чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду»\+bd* — (27-28-айәт) «Йәш.» 10:22-23. Бәзи кона көчүрмә язмиларда Йәшаяниң бешарити сәл қисқирақ: «Пәрвәрдигар бу йәр йүзи үстидин чиқарған һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» дәп нәқил кәлтүрүлиду.\ft*\f* \x + \xo 9:28 \xo*\xt Йәш. 10:22, 23.\xt*\x* \m \v 29 Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк: — «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк \add йоқалған\add* болаттуқ».\f □ \fr 9:29 \fr*\ft \+bd «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк йоқалған болаттуқ»\+bd* — «Йәш.» 1:9. Оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзиллиги түпәйлидин үстигә от вә гүнгүрт яғдуруп йоқатқан («Яр.» 19-бап).\ft*\f* \x + \xo 9:29 \xo*\xt Яр. 19:24; Йәш. 1:9; 13:19; Йәр. 50:40; Әз. 16:46.\xt*\x* \b \m \s1 Исраилларниң путлишип кетиши \m \v 30 Ундақта, буларға немә дейишимиз керәк? Һәққанийлиққа интилмигән әлликләр һәққанийлиққа, йәни етиқатқа асасланған бир хил һәққанийлиққа еришти. \f □ \fr 9:30 \fr*\ft \+bd «әлликләр»\+bd* — йәни «Йәһудий әмәсләр».\ft*\f* \v 31 Лекин Исраил һәққанийлиқни көрсәткән Тәврат қануниға интилгини билән қанунниң тәливигә йетәлмиди.\x + \xo 9:31 \xo*\xt Рим. 10:2; 11:7.\xt*\x* \m \v 32 Немә үчүн? Чүнки уларниң \add һәққанийлиққа\add* интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди. Улар «путликашаң таш»қа путлишип жиқилип чүшти; \f □ \fr 9:32 \fr*\ft \+bd «уларниң һәққанийлиққа интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди»\+bd* — «саваблиқ ишлар»: — оқурмәнләргә мошу мәктуптин һазир аян болидуки, Худа алдида бизгә һеч иш «саваб» һесапланмайду; һәққанийлиқ пәқәт у әвәткән Мәсиһкә бағлиған етиқаттин келиду. Шуңа «саваблиқ ишлар» («Худа бу ишлар арқилиқ маңа саваб қошуп бериду» дегән мәнидә чүшәнгән болсақ) Худа алдида қәтъий мәвҗут әмәстур.\ft*\f* \v 33 худди \add муқәддәс язмиларда\add* йезилғинидәк: \m «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, \m Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, \m Униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас».\f □ \fr 9:33 \fr*\ft \+bd «Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум»\+bd* — «Зион» дегән, Йерусалимниң яки Исраилниң бир шеирий нами. \+bd «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас»\+bd* — толуқ бешарәт «Йәш.» 8:14, 28:16дә тепилиду. Оқурмән бу айәтләрни өзи оқуса униңдин бу ташниң Әйса Мәсиһниң екәнлигини көрәләйду. Уни қобул қилмиғанлар һәққанийлиққа еришмәй жиқилиду; уни қобул қилғанлар һәққаний қилинип тик туриду.\ft*\f* \x + \xo 9:33 \xo*\xt Зәб. 2:12; 118:22; Пәнд. 16:20; Йәш. 8:14; 28:16; Йәр. 17:7; Мат. 21:42; 1Пет. 2:6.\xt*\x* \b \b \m \c 10 \m \v 1 Қериндашлар, жүрәк интизарим, шундақла Худаға йелинишим Исраилларниң қутқузулуши үчүндур. \v 2 Чүнки шуниңға гувалиқ беримәнки, уларниң Худаға һәқиқәтәнму қизғин интилиши бар, бирақ уларниң интилиши һәқиқий билим үстигә қурулған әмәс.\f □ \fr 10:2 \fr*\ft \+bd «уларниң (Йәһудийларниң) Худаға һәқиқәтәнму қизғин интилиши бар, бирақ уларниң интилиши һәқиқий билим үстигә қурулған әмәс»\+bd* — «һәқиқий билимгә үстигә қурулған әмәс»: Йәһудийларниң көп диний мәзһәпидикиләргә нисбәтән әң муһим иш Тәврат қануни үстидики «билим» вә «билим ашуруш» еди. Шуниң билән Павлусниң бу сөзи ишәнмигән Йәһудийларға бәк еғир келиши мүмкин еди.\ft*\f* \x + \xo 10:2 \xo*\xt Рос. 22:3; Рим. 9:31; Гал. 4:17.\xt*\x* \v 3 Чүнки улар Худаниң һәққанийлиғини билмигәчкә, униң орниға өзлириниң һәққанийлиғини тикләшкә тиришип, Худаниң һәққанийлиғиға бойсунмиди. \v 4 Чүнки Тәврат қануниниң нишан-мәхсити Мәсиһниң Өзидур; шуниң билән етиқат қилғучиларниң һәр бири үчүн һәққанийлиқ бар болди.\f □ \fr 10:4 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануниниң нишан-мәхсити Мәсиһниң Өзидур»\+bd* — грек тилида «нишан-мәхсәт» дегәнниң «хатимә» дегән йәнә бир мәнасиму бар. Демәк, айәтниң мәнаси: (1) Худаниң Тәврат қанунида болған мәхсити инсанға өз гунайини тонутуп, Мәсиһниң қутқузушиға муһтаҗ болғанлиғини билдүрүштин ибарәт еди; шуңа Худа қанунни бәргән вақтида Мәсиһниң дунияға келишини көзлигән еди; (2) Мәсиһ Өзи Тәврат қанунини мукәммәл әмәлгә ашурди, җүмлидин Тәврат қануни тәләп қилған, шундақла бешарәт бәргән гунани жуйидиған қурбанлиқни қилди; (3) Мәсиһ Тәврат қанунини толуқ әмәлгә ашурғандин кейин, етиқат қилғучилар үчүн униң һеч тәливи қалмиди (7:4ни көрүң). Мәзкур айәт бу мәнилириниң һәммисини өз ичигә алиду.\ft*\f* \x + \xo 10:4 \xo*\xt Мат. 5:17; Рос. 13:38; 2Кор. 3:13; Гал. 3:24.\xt*\x* \m \v 5 Чүнки Тәврат қануниға әмәл қилиштин кәлгән һәққанийлиқ һәққидә Муса пәйғәмбәр мундақ язған; «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғанлар шу ишлиридин һаятлиқ тапиду».\f □ \fr 10:5 \fr*\ft \+bd «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғанлар шу ишлиридин һаятлиқ тапиду»\+bd* — «Лав.» 18:5 вә йәнә «Қан.» 4:1, 6:24.\ft*\f* \x + \xo 10:5 \xo*\xt Лав. 18:5; Әз. 20:11; Гал. 3:12.\xt*\x* \m \v 6 Лекин етиқаттин болған һәққанийлиқ мундақ дәйду: — «Көңлүңдә: — «Ким асманға чиқар?» (йәни «Ким Мәсиһни асмандин елип чүшүрәр?»)\x + \xo 10:6 \xo*\xt Қан. 30:12.\xt*\x* \v 7 вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин».\f □ \fr 10:7 \fr*\ft \+bd Лекин етиқаттин болған һәққанийлиқ мундақ дәйду: — Көңлүңдә: — «Ким асманға чиқар?» (йәни «Ким Мәсиһни асмандин елип чүшүрәр?») вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин»\+bd* — (6-7-айәт) нәқил кәлтүрүлгән икки айәт: — «Қан.» 30:12-13 . \ft*\fp Бу сирлиқ гәпләрниң әҗайип мәнилири бәлким мундақ: \fp*\fp (1) «Кимму асманға чиқар?» — «Кимму Худаниң асман пәләктәк жуқури тәләп қилған һәққанийлиғиға йетәлисун?» дегәнликтур. Лекин әгәр бириси: «Һәққанийлиғим мукәммәл, «асманға чиққандәкмән»» дегән болса, бу дегини «Мән Мәсиһкә охшаш һәққаний» дегәнгә баравәр болуп, Худаниң Мәсиһтә көрсәткән мукәммәл һәққанийлиғиға аһанәт қилған болиду. Бундақ дейиши бәрибир Мәсиһни өзиниң пәскәш «һәққанийлиғи»ниң дәрҗисигә чүшүрүп, «Мәсиһни асмандин чүшүрмәкчи» болғини. \fp*\fp (2) «Кимму һаңниң тегигә чүшәр?» дейиши, бир киши өз гунайиниң бәдилини төлимәкчи болуп дозақта бир мәзгил турсам андин гунайимдин халас болимән» демәкчи болғини; бу, Мәсиһниң өлүмидә гунайимиз үчүн җаза тартип бәдәл төлишиниң маңа (шундақла һеч кимгә) кериги йоқ; мошундақ дегән киши «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар» дегән болиду, йәни «Мәсиһни өлүм йолидин қайтуруш керәк, униң өлүши керәксиз, әхмиқанә иштур» дегүчи болиду. \fp*\fp Жиғип ейтқанда, һеч ким өзигә тайинип Худаниң мукәммәл һәққанийлиғиға йетәлмәйду; һеч ким өз гунайи үчүн өзи бәдәл толәлмәйду.\fp*\f* \x + \xo 10:7 \xo*\xt Қан. 30:13\xt*\x* \m \v 8 Әнди шу \add һәққанийлиқ\add* немә дәйду? — «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!» — бу сөз-калам дәл биз җакалайдиған етиқатниң сөзидур.\f □ \fr 10:8 \fr*\ft \+bd «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!»\+bd* — «Қан.» 30:14.\ft*\f* \x + \xo 10:8 \xo*\xt Қан. 30:12-14.\xt*\x* \v 9 Демәк, «Әйсаниң Рәб екәнлигини ағзиң билән етирап қилсаң вә қәлбиңдә Худаниң уни өлүкләр арисидин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән»! \v 10 Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду. \v 11 Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас». \f □ \fr 10:11 \fr*\ft \+bd «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас»\+bd* — «Йәш.» 28:16.\ft*\f* \x + \xo 10:11 \xo*\xt Йәш. 28:16; Рим. 9:33.\xt*\x* \v 12 Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду. \f □ \fr 10:12 \fr*\ft \+bd «Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ»\+bd* — демәк, «бу җәһәттә (Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа еришиштә) Йәһудийлар билән Йәһудий әмәсләрниң пәрқи йоқ».\ft*\f* \x + \xo 10:12 \xo*\xt Рос. 15:9; Рим. 3:22.\xt*\x* \v 13 Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду».\f □ \fr 10:13 \fr*\ft \+bd «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду»\+bd* — «Йо.» 2:32.\ft*\f* \x + \xo 10:13 \xo*\xt Йо. 2:32; Рос. 2:21.\xt*\x* \m \v 14 Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун? \v 15 Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!».\f □ \fr 10:15 \fr*\ft \+bd «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!»\+bd* — «Йәш.» 52:7, «Наһ.» 1:15. Мәнаси бәлким «хуш хәвәр йәткүзгәнләр кәлгәндәк вақтида кәлгән!» дегәнни өз ичигә алиду. \ft*\fp Бәзи кона көчүрмә язмиларда «бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни...» дегән сөзләр тепилмайду.\fp*\f* \x + \xo 10:15 \xo*\xt Йәш. 52:7; Наһ. 2:1.\xt*\x* \m \v 16 Бирақ, худди Йәшая \add пәйғәмбәрниң\add* «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс. \f □ \fr 10:16 \fr*\ft \+bd «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?»\+bd* — «Йәш.» 53:1.\ft*\f* \x + \xo 10:16 \xo*\xt Йәш. 53:1; Юһ. 12:38.\xt*\x* \v 17 Шуңа етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду.\f □ \fr 10:17 \fr*\ft \+bd «... етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду»\+bd* — бәзи кона көчүрмә язмилар: «... етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Худаниң сөзидә аңлитилиду» дейилиду.\ft*\f* \m \v 18 Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди: — «Уларниң садаси пүткүл дунияға, \m Сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти».\f □ \fr 10:18 \fr*\ft \+bd «Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди...»\+bd* — бәзи алимлар мошу йәрдики «улар»ни Исраилларни көрситиду, дәп қарайду. Лекин кейинки айәт алаһидә Исраилларниң «аңлиши» тоғрилиқ болғачқа, «улар»ни дуниядики барлиқ адәмләр, Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләрниму көрсәтсә керәк, дәп қараймиз. Бу айәтни шундақ чүшинимизки, «Һәммә адәм аңлиған; шуңа, Йәһудий хәлқиму чоқум аңлиған». \+bd «Уларниң садаси пүткүл дунияға, сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти»\+bd* — «Зәб.» 18:5. Зәбурдики бу сөзләр әсли асмандики нурлуқ җисимлар Худаниң улуқлуғини барлиқ аләмгә ипадилигәнлиги тоғрилиқ еди. Расул Павлус бу сөзни нәқил кәлтүрүп Инҗилдики хуш хәвәр дуниядики һәр йәрләргә йорутулуп тарқитилмақта, демәкчи.\ft*\f* \x + \xo 10:18 \xo*\xt Зәб. 18:5\xt*\x* \m \v 19 Йәнә шуни сораймәнки, Исраиллар \add шу хәвәрдин\add* вақип болмиғанмиду? Алди билән, Муса \add Исраилға\add* мундақ бешарәт бәргән: — \m ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, \m Надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».\f □ \fr 10:19 \fr*\ft \+bd ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән»\+bd* — «Қан.» 32:21. Демәк, башқа әлләр аңлиған, қобул қилған йәрдә, Исраил чоқум чүшәнгән. Исраиллар әсли «надан, билимсиз, худасиз» дәп һесаплиған Йәһудий болмиған һәр қайси ят милләттин болған ишәнгүчи кишиләрниң хуш хәвәргә ишәнгәчкә «Худаниң йеңи хәлқи» болғанлиғини, уларниң бәхитини көрүп һәсәт қилиду, һәтта уларға ғәзәплиниду. Муса пәйғәмбәрниң «һеч хәлиқ әмәс» дегән сөзи кәлгүси заманда һасил қилинидиған Мәсиһниң җамаитини көрситиду. Уларниң көпинчиси һәр қайси милләтләрдин кәлгәчкә, биринчидин улар «бир хәлиқ» яки «бир әл» болалмайду; иккинчидин, уларниң арисида Йәһудийлар көп болмайду. Улар һәр хил кишиләрдин тәркиб тапқачқа, Йәһудийлар уларни «бир хәлиқ» яки «бир әл» һесаплимайду һәм «һеч хәлиқ әмәсләр» дәп қарайду.\ft*\f* \x + \xo 10:19 \xo*\xt Қан. 32:21.\xt*\x* \m \v 20 Кейин, Йәшая пәйғәмбәр интайин жүрәклик һалда шу бешарәтни берип: — \m «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, \m Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм» — деди.\f □ \fr 10:20 \fr*\ft \+bd «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм»\+bd* — «Йәш.» 65:1.\ft*\f* \x + \xo 10:20 \xo*\xt Йәш. 65:1.\xt*\x* \m \v 21 Лекин, У Исраиллар һәққидә: — \m «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!» — дәйду.\f □ \fr 10:21 \fr*\ft \+bd «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!»\+bd* — «Йәш.», 65:2.\ft*\f* \x + \xo 10:21 \xo*\xt Йәш. 65:2.\xt*\x* \b \b \m \c 11 \s1 Худаниң Исраил тоғрилиқ мәхситиниң ахирида әмәлгә ашурулуши \m \v 1 Ундақта, шуни сораймәнки: — Худа Өз хәлқидин ваз кәчтиму? Һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, Бинямин қәбилисидин болған бир Исраилғу! \x + \xo 11:1 \xo*\xt Йәр. 31:37; 2Кор. 11:22; Фил. 3:5.\xt*\x* \m \v 2 Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс язмиларда Иляс \add пәйғәмбәр\add* һәққидә немә дейилгәнлиги силәргә аян әмәсму? У Исраиллардин азар чекип Худаға йелинип: —\f □ \fr 11:2 \fr*\ft \+bd «Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ»\+bd* — «Худа алдин көңлигә пүккән (билгән) хәлқи» — бәлким: «Худа һәммидин бурун Өз хәлқи болуш үчүн таллиған хәлиқ» дегән мәнидә.\ft*\f* \v 3 «И Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурбангаһлириңни чеқишти. Пәқәт өзүм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимни алмақчи болушуватиду», дегән.\x + \xo 11:3 \xo*\xt 1Пад. 19:10,14.\xt*\x* \v 4 Худаниң униңға қайтурған калами қандақ болди? У: «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни Өзүмгә елип қалдим» — дегән.\f □ \fr 11:4 \fr*\ft \+bd «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни өзүмгә елип қалдим»\+bd* — «1Пад.» 19:10, 14. \ft*\fp «Баал» бир бут еди. «7000 адәм», әр кишиләрни көрситиду.\fp*\f* \x + \xo 11:4 \xo*\xt 1Пад. 19:18.\xt*\x* \m \v 5 Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән \add Исраилдин\add* Өзи таллиған бир «қалди» бар.\x + \xo 11:5 \xo*\xt Рим. 9:27.\xt*\x* \v 6 \add Уларниң таллиниши\add* шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти.\f □ \fr 11:6 \fr*\ft \+bd «Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән Исраилдин өзи таллиған бир «қалди» бар. Уларниң таллиниши шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти»\+bd* — (5-6-айәт) Худа Тәвраттики бир нәччә йәрләрдә «Сән Исраилни шапаитим билән таллиғанмән» дегән еди (мәсилән, «Қан.» 7:7ни көрүң). Мошу йәрдә расул Павлус: Худа шапаити бойичә Исраиллар ичидин «бир қалди»ни таллиған, дәйду. Инсан Худаниң ярдимигә еришишкә пүтүнләй лаяқәтсиз туруп, Униңдин мәдәткә еришсә, мана бу «Худаниң шапаити» болиду. Худа Исраилларни уларниң мәлум бир яхши яки улуқ әмилигә қарап таллиған болса, ундақта Худаниң таллиши «шапаәт»тин болмиған болатти.\ft*\f* \x + \xo 11:6 \xo*\xt Қан. 9:4.\xt*\x* \m \v 7 Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди.\f □ \fr 11:7 \fr*\ft \+bd «Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди»\+bd* — демәк, Исраиллар издигән һәққанийлиққа һәммисила еришәлмигән әмәс; уларниң ичидин Худаниң шапаәти билән Худа таллиған «қалди»лар һәққанийлиққа еришкән.\ft*\f* \x + \xo 11:7 \xo*\xt Рим. 9:31.\xt*\x* \v 8 Худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: — \m «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, \m Бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, \m Қулақлирини аңлимас қилди».\f □ \fr 11:8 \fr*\ft \+bd «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, қулақлирини аңлимас қилди»\+bd* — «Қан.» 29:4 һәм «Йәш.» 29:10.\ft*\f* \x + \xo 11:8 \xo*\xt Қан. 29:2; Йәш. 6:9; 29:10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26.\xt*\x* \m \v 9 Шуниңдәк Давут \add пәйғәмбәрму\add* мундақ дегән: \m «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, \m Уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун!\x + \xo 11:9 \xo*\xt Зәб. 68:23\xt*\x* \m \v 10 Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; \m Бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!»\f □ \fr 11:10 \fr*\ft \+bd «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун! Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!»\+bd* — (9-10-айәт) «Зәб.» 68:23-24. Бу, Давут пәйғәмбәрниң шундақла Худаниң сөзи, Давутниң (вә шундақла Мәсиһниң) дүшмәнлири тоғрилиқ ейтилған. Бу 69-күйниң һәммиси Мәсиһ тоғрилиқ бешарәттур.\ft*\f* \x + \xo 11:10 \xo*\xt Зәб. 68:23-24\xt*\x* \b \m \v 11 Ундақта, шуниму сорайки: \add Исраиллар\add* жиқилип қайтидин турғузулмаслиққа путлашқанму? \m Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур. \f □ \fr 11:11 \fr*\ft \+bd «... Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур»\+bd* — жуқурида изаһатта дегинимиздәк, Исраиллар Мәсиһкә етиқат қилған «ят әлләр»ниң бәхитини көрүп һәсәт қилиду.\ft*\f* \m \v 12 Әнди уларниң тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса, ундақта кәлгүсидә уларниң һәммисиниң толуқ ниҗатлиққа еришиши дунияға техиму зор бәхит елип кәлмәмду?!\f □ \fr 11:12 \fr*\ft \+bd «Әнди уларниң (Йәһудийларниң) тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса...»\+bd* — «әлләр» — Йәһудий әмәсләр, «ят әлләр».\ft*\f* \b \m \s1 Йәһудий әмәслар тәкәббурлашмаслиғи керәк \m \v 13 Әнди силәр әлликләргә сөзләватимән; мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки, \f □ \fr 11:13 \fr*\ft \+bd «силәр әлликләргә»\+bd* — демәк, «силәр Йәһудий әмәс болғанларға». \+bd «мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки, ...»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа расул Павлусни (гәрчә у «Йәһудийларниң Йәһудийси» болсиму) Йәһудий әмәс болған әл-милләтләргә хуш хәвәрни йәткүзүшкә алаһидә әвәткән.\ft*\f* \x + \xo 11:13 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11.\xt*\x* \v 14 җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән. \f □ \fr 11:14 \fr*\ft \+bd «җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән»\+bd* — «җанҗигәрлирим болғанлар» грек тилида «мениң әтлирим болғанлар» — өзиниң Йәһудий хәлқини көрситиду.\ft*\f* \v 15 Чүнки уларниң ташливетилгәнлигиниң нәтиҗиси дуниядики әлләрни Худа билән енақлаштуруш болса, ундақта уларниң қобул қилиниши өлүмдин тирилиш болмай немә? \m \v 16 Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду. \f □ \fr 11:16 \fr*\ft \+bd «Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду»\+bd* — мошу йәрдә «муқәддәс»ниң биринчи мәнаси «Худаға аталған», шуниң билән «пак» дегән мәнидә. Биринчи җүмлиниң көчмә мәнаси бәлким «Әгәр Исраилларниң әҗдатлири, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар Худаға аталған болса, уларниң пәрзәнтлириму Худаға аталған болиду» дегән болуши мүмкин. Төвәндики җүмлиләрдә Павлус Исраилни бир «зәйтун дәриғи»кә охшитиду («Йәр.» 11:16-19ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 11:16 \xo*\xt Чөл. 15:20\xt*\x* \m \v 17 Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң. Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән, \f □ \fr 11:17 \fr*\ft \+bd «Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң»\+bd* — демисәкму, «зәйтун дәриғи» Исраилға, «уланған явайи зәйтун күчити» Мәсиһгә етиқат қилған Йәһудий әмәсләргә, «зәйтун дәриғиниң сундуруветилгән шахлири» болса Исраиллар арисидин Мәсиһкә етиқат қилмиғачқа, Худаниң бәхит-бәрикәтлиридин үзүлүп қалған Йәһудийларға вәкил болиду. \+bd «Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән,...»\+bd* — буниң көчмә мәнаси бәлким: «Сән худди дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин бәһримән болуватқан шехидәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин бәһримән болуватисән» дегәнлик болса керәк.\ft*\f* \v 18 әнди сундуруветилгән әшу шахлардин өзүңни үстүн қилип махтанма. Махтансаң, шуни унтумиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени көтирип қувәтләватиду. \m \v 19 Сән әнди: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундуриветилди» — дейишиң мүмкин. \m \v 20 Тоғра, улар етиқатсизлиқтин сундурулди; сән болсаң, етиқатиң билән тик турисән; бирақ униңдин мәғрурланма, әксичә \add Худадин\add* қорқ! \v 21 Чүнки Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән, сениму айимаслиғи мүмкин. \f □ \fr 11:21 \fr*\ft \+bd «Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән»\+bd* — «бу дәрәқниң өз шахлири» Йәһудийларни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \v 22 Мана, \add бу ишларда\add* Худаниң меһриванлиғиға һәмдә қаттиқ қол екәнлигигә қара. У Өз йолидин жиқилип чүшкәнләргә қаттиқ қол еди, лекин саңа (меһриванлиғида давамлиқ турсаңла) меһриванлиқ көрсәтмәктә. Ундақ болмиғанда, сәнму кесип ташлинисән. \v 23 \add Йәһудийларму\add* етиқатсизлиқта чиң туривалмиса, әслидики дәрәққә улиниду. Чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур. \x + \xo 11:23 \xo*\xt 2Кор. 3:16.\xt*\x* \v 24 Чүнки әгәр сән явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип, тәбиий қанунийәткә хилап һалда \add бағдики\add* яхши зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики бу тәбиий шахларниң өз дәриғикә улиниши техиму мүмкинғу?! \b \m \s1 Худаниң меһриванлиғи пүткүл инсан үчүндур \m \v 25 Қериндашлар, өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн, вәһий қилинған шу сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймәнки, та \add Худа таллиған\add* Йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә, Исраилниң бир қисми таш жүрәкликкә қалдурулиду; \f □ \fr 11:25 \fr*\ft \+bd «өзүңларни... әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн...»\+bd* — грек тилида «өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлашлардин сақлинишиңлар үчүн...» дейилиду. Йәһудий әмәсләр Йәһудийларниң әһвалиға қарап: «Биз қутулдуқ, улар Худаниң ләнити астида қалиду» дәп тәкәббурлишиши мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 11:25 \xo*\xt Луқа 21:24.\xt*\x* \v 26 андин пүткүл Исраил қутқузулиду. Бу тоғрилиқ муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: — \m «Қутқузғучи Зиондин келип, \m Ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду.\f □ \fr 11:26 \fr*\ft \+bd «Қутқузғучи Зиондин келип, ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду»\+bd* — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири Исраилни көрситиду. Бешарәт «Йәш.» 59:20, 21ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 11:26 \xo*\xt Зәб. 13:7; Йәш. 27:9; 59:20; Йәр. 31:31, 32, 33, 34; 2Кор. 3:16; Ибр. 8:8; 10:16.\xt*\x* \m \v 27 Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, \m Мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду».\f □ \fr 11:27 \fr*\ft \+bd «...Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду»\+bd* — 26-27-айәттики бешарәт сөзлири «Йәш.» 59:20, 21, 27:9тин вә «Йәр.» 31:33-34тин нәқил кәлтүрүлгән.\ft*\f* \x + \xo 11:27 \xo*\xt Йәш. 59:20, 21; Дан. 9:24\xt*\x* \m \v 28 Әнди хуш хәвәр җәһәттин қариғанда, силәрниң бәхитиңлар үчүн Йәһудий хәлқи \add хуш хәвәргә\add* дүшмән қилип бекитилгән; бирақ Худаниң таллиши җәһәттин қариғанда, ата-бовилиримиз сәвәвидин сөйүлгәндур. \v 29 Чүнки Худа Өзи бәргәнлирини вә чақириқини қайтурувалмайду. \m \v 30 Силәр әлликләрму бир чағларда Худаға итаәт қилмиған болсаңларму, \add Йәһудийларниң\add* итаәтсизлигиниң нәтиҗисидә һазир рәһим-шәпқәткә ериштиңлар. \v 31 Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; \add Худаниң\add* буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур. \f □ \fr 11:31 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; Худаниң буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур»\+bd* — демәк, жуқурида изаһлиғинимиздәк, Йәһудийлар Йәһудий болмиған ишәнгүчиләрниң бәхитигә қариғачқа, өзлири товва қилип Мәсиһни қобул қилсун.\ft*\f* \v 32 Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди. \f □ \fr 11:32 \fr*\ft \+bd «Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди»\+bd* — «һәммәйлән» Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләрни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 11:32 \xo*\xt Гал. 3:22.\xt*\x* \m \v 33 — Аһ! Худаниң даналиғи вә илим-һекмитиниң бебаһа байлиқлири һәм һесапсиз чоңқурлуғи! \m Униң һөкүмилириниң тегигә йәткили болмас! \m Униң йоллири издәп тепиштин шунчә жирақтур! \m \v 34 «Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? \m Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?»\f □ \fr 11:34 \fr*\ft \+bd «Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?»\+bd* — «Йәш.» 40:13.\ft*\f* \x + \xo 11:34 \xo*\xt Йәш. 40:13; 1Кор. 2:16.\xt*\x* \m \v 35 «Униңға ким авал бир нәрсә берип, \m Кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?».\f □ \fr 11:35 \fr*\ft \+bd «Униңға ким авал бир нәрсә берип, кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?»\+bd* — «Аюп» 41:11.\ft*\f* \x + \xo 11:35 \xo*\xt Аюп 41:3.\xt*\x* \m \v 36 Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Униңдин кәлгән, \m У арқилиқ мәвҗут болуп туриду, \m Хәм Униң үчүн мәвҗут болуп туриду. \m \add Барлиқ\add* шан-шәрәп әбәткичә Униңға болғай! Амин.\x + \xo 11:36 \xo*\xt Пәнд. 16:4; 1Кор. 8:6.\xt*\x* \b \b \m \c 12 \s1 Етиқатчиниң өзини Худаға атиши \m \v 1 Шуңа, әй қериндашлар, Худаниң рәһимдиллиғи билән силәрдин шуни өтүнимәнки, тениңларни муқәддәс, Худани хурсән қилидиған, тирик қурбанлиқ сүпитидә Униңға беғишлаңлар. Мана бу силәрниң \add Худаға\add* қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.\f □ \fr 12:1 \fr*\ft \+bd «Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур»\+bd* — «һәқиқий ибадитиңлар» грек тилида йәнә «йоллуқ, орунлуқ, тегишлик, әқилгә мувапиқ хизмәт» дегән мәниләрни өз ичигә алиду.\ft*\f* \x + \xo 12:1 \xo*\xt Рим. 6:13,16; 1Пет. 2:5.\xt*\x* \v 2 Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр.\f □ \fr 12:2 \fr*\ft \+bd «Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар»\+bd* — башқа бир хил ипадиләш шәкли: — «бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар». Әйни сөзләр «бу дуниядики қелипқа шәкилләндүрүлмәңлар».\ft*\f* \x + \xo 12:2 \xo*\xt Әф. 5:17; 1Тес. 4:3; 1Юһа. 2:15.\xt*\x* \m \v 3 Маңа ата қилинған шапаәткә асасән һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзүңлар тоғрилиқ өзәңларда бар болғинидин артуқ ойлимай, бәлки Худа һәр бириңларға тәқсим қилған ишәшниң миқдариға асасән салмақлиқ билән өзүңларни дәңсәп көрүңлар.\x + \xo 12:3 \xo*\xt Рим. 1:5; 1Кор. 12:11; Әф. 4:7.\xt*\x* \v 4 Чүнки тенимиз көплигән әзалардин тәркиб тапқан һәмдә һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған рольи болғандәк,\x + \xo 12:4 \xo*\xt 1Кор. 12:27; Әф. 1:23; 4:16; 5:23; Кол. 1:24.\xt*\x* \v 5 бизму көп болғинимиз билән Мәсиһтә бир тән болуп бир-биримизгә бағлинишлиқ әза болимиз.\x + \xo 12:5 \xo*\xt 1Кор. 12:4; 2Кор. 10:13; 1Пет. 4:10.\xt*\x* \m \v 6 Шуниң үчүн бизгә ата қилинған меһри-шәпқәт бойичә, һәр хил роһий илтипатлиримизму бар болди. Бирисигә ата қилинған илтипат вәһийни йәткүзүш болса, ишәшисиниң даирисидә вәһийни йәткүзсун;\x + \xo 12:6 \xo*\xt 1Кор. 12:4.\xt*\x* \v 7 башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун;\x + \xo 12:7 \xo*\xt 1Кор. 12:10; 1Пет. 4:10, 11.\xt*\x* \v 8 риғбәтләндүрүш болса, риғбәтләндүрсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун.\x + \xo 12:8 \xo*\xt Қан. 15:7; Мат. 6:1, 2, 3; 2Кор. 9:7.\xt*\x* \m \v 9 Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар; \v 10 Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар.\f □ \fr 12:10 \fr*\ft \+bd «бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар»\+bd* — бу сөзниң: «бир-бириңларға һөрмәт көрситиштә биринчи болуңлар», «бир-бириңларға бәс-бәстә һөрмәт көрситиңлар» дегән башқа бир мәнаси бар. Расул бәлким қәстән икки мәнасини тәң ишләткән болуши мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 12:10 \xo*\xt Әф. 4:2; Фил. 2:3; 1Пет. 5:5; Ибр. 13:1; 1Пет. 1:22; 2:17.\xt*\x* \m \v 11 Интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар.\f □ \fr 12:11 \fr*\ft \+bd «роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп,...»\+bd* — «Муқәддәс Роһта, Муқәддәс Роһ арқилиқ қизғин болуп...» яки «өз роһуңда қизғин болуп...» дегән мәниләрниң қайсисини билдүридиғанлиғиға бир немә демәк тәс. Әмәлийәттә ниҗатта Муқәддәс Роһ ишәнгүчиниң роһи билән бир болуп, у арқилиқ ишләйду, шуңа бу икки мәна арисида чоң пәриқ йоқ.\ft*\f* \m \v 12 Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар. \x + \xo 12:12 \xo*\xt Луқа 18:1; Рим. 15:13; Әф. 6:18; Кол. 4:2; 1Тес. 5:16,17; Ибр. 10:36; 12:1; Яқ. 5:7\xt*\x* \v 13 Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар; \x + \xo 12:13 \xo*\xt 1Кор. 16:1; Ибр. 13:2; 1Пет. 4:9.\xt*\x* \v 14 Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар. \x + \xo 12:14 \xo*\xt Мат. 5:44; 1Кор. 4:12.\xt*\x* \m \v 15 Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар. \m \v 16 Бир-бириңлар билән енақ өтүп охшаш ой-пикирдә болуңлар; нәзириңларни үстүн қилмаңлар, бәлки төвән тәбиқидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Өзүңларни данишмән дәп чағлимаңлар. \x + \xo 12:16 \xo*\xt Пәнд. 3:7; Йәш. 5:21; Рим. 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8.\xt*\x* \v 17 Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар. Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар.\f □ \fr 12:17 \fr*\ft \+bd «Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар».\ft*\f* \x + \xo 12:17 \xo*\xt Пәнд. 20:22; Мат. 5:39; 1Кор. 6:7; 2Кор. 8:21; 1Тес. 5:15; 1Пет. 2:12.\xt*\x* \m \v 18 Имканийәтниң баричә көпчилик билән енақ өтүңлар; \x + \xo 12:18 \xo*\xt Мар. 9:50; Ибр. 12:14.\xt*\x* \v 19 интиқам алмаңлар, и сөйүмлүклирим; уни Худаға тапшуруп Униң ғәзивигә йол қоюңлар, чүнки \add муқәддәс язмиларда\add* мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, \add яманлиқ\add* Мән қайтуримән». \f □ \fr 12:19 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, яманлиқ Мән қайтуримән»\+bd* — «Қан.», 32:35.\ft*\f* \x + \xo 12:19 \xo*\xt Қан. 32:35; Мат. 5:39; Луқа 6:29; Ибр. 10:30.\xt*\x* \v 20 Шуңа әксичә «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән». \f □ \fr 12:20 \fr*\ft \+bd «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән»\+bd* — («Пәнд.» 25:21-22). «Униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» дегән мәнаси: «уни қаттиқ уялдурисән». Бу ибарә Мисирдики кона бир адәтни көрситиду. Адәмниң товва қилғанлиғини билдүрүш үчүн бешида бир сивәт чоғни көтирип маңатти. Шуңа «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» дегини, униң товва қилишиға ярдәм берәләйсән» «виҗданини ойғитисән» дегәнликтур.\ft*\f* \x + \xo 12:20 \xo*\xt Пәнд. 25:21-22; Мат. 5:44.\xt*\x* \v 21 Яманлиқ алдида баш әгмәңлар, бәлки яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар. \b \b \m \c 13 \s1 Һөкүмәт алдидики мәсъулийитимиз \m \v 1 Һәммә адәм өзлирини идарә қилғучи һоқуқ егилиригә бойсунсун. Чүнки Худа тиклимигән һөкүмәт йоқ; қайси һоқуқ-һөкүмәт мәвҗут болсила Худа тәрипидин тикләнгәндур.\x + \xo 13:1 \xo*\xt Пәнд. 8:15; Дан. 4:29; Тит. 3:1; 1Пет. 2:13.\xt*\x* \v 2 Шуниң үчүн, һоқуқ-һөкүмәткә қаршилиқ қилғучи киши Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Қаршилиқ қилғучилар сораққа тартилиду\f □ \fr 13:2 \fr*\ft \+bd «Шуниң үчүн, һоқуқ-һөкүмәткә қаршилиқ қилғучи киши Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Қаршилиқ қилғучилар сораққа тартилиду»\+bd* — бундақ җаза Худа тәрипидин яки һөкүмәт тәрипидин кәлгәнлигини расул демәйду, бирақ мошу йәрдә бәлким һөкүмәт тәрипидин болуши мүмкин.\ft*\f* \v 3 (чүнки һөкүмранлар яхшилиқ қилғучиларға әмәс, бәлки яманлиқ қилғучиларға қорқунуч кәлтүриду). Һөкүмранлардин қорқушни халимаймән десәң, ундақта яхши әмәл қил. У чағда һөкүмәт тәрипидидин тәриплинисән. \v 4 Чүнки һөкүмранлар сениң мәнпәитиң үчүн Худаниң хизмәтчисидур. Лекин яманлиқ қилсаң, униңдин қорқушуң керәк! \add Һөкүмран\add* қилични бекарға есивалмайду, у яманлиқ қилғучиға Худаниң ғәзивини көрситидиған җаза бәргүчи сүпитидә Худаниң хизмәтчисидур. \m \v 5 Шуниң үчүн, һөкүмранларға бойсунуш керәк. Бу, пәқәт җазалиништин сақлиниш үчүнла әмәс, бәлки пак виҗданлиқ болуш үчүндур. \v 6 Мошу сәвәптинму баҗ тапшуруңлар; һөкүмранлар болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқурушқа бекиткән хизмәткарлиридур. \m \v 7 Һәр кимгә өз тегишлик һәққини төләңлар; ғәллә-парақ тапшурувалғучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиларға баҗни тапшуруңлар; еһтирамға тегишлик болғанларға еһтирам қилиңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанни һөрмәт қилиңлар. \b \m \s1 Башқилар алдидики мәсъулийитимиз \m \v 8 Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һеч кимгә һеч нәрсидин қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду.\x + \xo 13:8 \xo*\xt Гал. 5:14; 1Тим. 1:5.\xt*\x* \v 9 Чүнки «зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, нәпсанийәтчилик қилма» дегән пәрһизләр вә булардин башқа һәр қандақ пәрзләрму, «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бу әмиргә жиғинчақланған. \x + \xo 13:9 \xo*\xt Мис. 20:13-17; Лав. 19:18; Қан. 5:17-19; Мат. 19:18; 22:39; Мар. 12:31; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.\xt*\x* \v 10 Меһир-муһәббәткә берилгән \add киши\add* өз йеқиниға һеч қандақ яманлиқ жүргүзмәйду; шуниң үчүн, меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурғучидур. \m \v 11 Һазирқи вақитниң җиддийлиғини билип, шуларни қилиңлар. Чүнки биз үчүн аллиқачан уйқидин ойғиниш вақит-саити йетип кәлди. Чүнки дәсләпки етиқат қилған вақтимизға нисбәтән ниҗатимиз техиму йеқинлап қалди. \x + \xo 13:11 \xo*\xt Әф. 5:14; 1Тес. 5:6.\xt*\x* \v 12 Кечә өтүшкә аз қалди, күндүз йеқинлашти. Шуңа, қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң қурал-ярақлирини кийәйли. \x + \xo 13:12 \xo*\xt Кол. 3:8; 1Тес. 5:5.\xt*\x* \v 13 Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, зина вә кәйп-сапаға, җедәл-маҗира вә һәсәтхорлуққа берилмәйли; \x + \xo 13:13 \xo*\xt Луқа 21:34; 1Кор. 6:10; Әф. 5:5; Фил. 4:8; 1Тес. 4:12; 5:6; Яқ. 3:14.\xt*\x* \v 14 әксичә өзүңларға Рәб Әйса Мәсиһни кийивелиңлар вә гунакар әттики арзу-һәвәсләрни қандақ қандурушни һеч ойлимаңлар.\x + \xo 13:14 \xo*\xt Гал. 3:27; 1Пет. 2:11.\xt*\x* \b \b \m \c 14 \s1 Қериндашлар үстидин һөкүм қилмаңлар \m \v 1 Етиқати аҗизларни қобул қилиңлар, лекин улар билән пикирдә талаш-тартиш қилмаңлар. \f □ \fr 14:1 \fr*\ft \+bd «Етиқати аҗизларни қобул қилиңлар, лекин улар билән пикирдә талаш-тартиш қилмаңлар»\+bd* — әйни заманда Әйса Мәсиһкә етиқат қилғучилар Йәһудийлардин һәм һәр хил ғәйрий динға әгәшкәнләрдин чиққан Йәһудий әмәсләр еди. Уларниң көп қисимлирида әслидә «Худани хурсән қилиш» үчүн йемәк-ичмәклик җәһәттә күчлүк қаидиләр бар еди. Лекин, хуш хәвәр билән йәткүзүлгән вәһийләр бойичә, Худа дуниядики барлиқ озуқлуқ нәрсиләрни яратқандин кейин, етиқатчилар уларни йейишкә болиду (мәсилән, «Мар.» 7:18-23ни көрүң). Бирақ бир қисим етиқатчилар бу йеңи әркинликни толуқ чүшәнмигән яки униңға ишәнмигән болса, кона адәтлири бойичә яшашни давам қилатти. Шуниң билән Павлус уларни «етиқати аҗизлар» дәп атиди. Қизиқ бир йери шуки, «етиқати аҗиз» адәмниң бәзи интайин күчлүк пикирлири болуши мүмкин!\ft*\f* \m \v 2 Бириси һәр қандақ йемәкликни йейишкә болидиғиниға ишиниду; лекин йәнә етиқати аҗиз бириси пәқәт көктатларнила йәйду.\x + \xo 14:2 \xo*\xt Пәнд. 15:7\xt*\x* \v 3 Һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиған киши йемәйдиған кишини кәмситмисун; һәмдә \add бәзи нәрсини\add* йемәйдиған киши һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиған киши үстидин һөкүм қилмисун. Чүнки Худа уни қобул қилған. \v 4 Башқа бирисиниң хизмәткари үстидин һөкүм қилғучи сән ким едиң? Хизмәткарниң тик туруши яки жиқилип кетишигә пәқәтла өз ғоҗайини мәсъулдур. Һәмдә \add шу хизмәткарму\add* тик туридиған қилиниду — чүнки \add хуҗайини\add* Рәб уни тик турғузушқа қадирдур.\x + \xo 14:4 \xo*\xt Яқ. 4:12.\xt*\x* \m \v 5 Мәлум бириси мәлум бир күнни йәнә бир күндин үстүн көриду, йәнә бириси һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Һәр ким өзиниң көзқаришиға толуқ ишәши болсун.\f □ \fr 14:5 \fr*\ft \+bd «Мәлум бириси мәлум бир күнни йәнә бир күндин үстүн көриду, йәнә бириси һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Һәр ким өзиниң көзқаришиға толуқ ишәши болсун»\+bd* — етиқатчиларниң бир қисми Йәһудий болуп, улар йәнила Тәвратта бәлгүләнгән, Йәһудийлар өткүзүп кәлгән һейт-байрамларни тутушқа, болупму «шабат күни» (дәм елиш күни, йәни шәнбә күни)ни тутушқа адәтләнгән, шундақла буларни бурунқидәк давамлаштуруш керәк, дәйтти.\ft*\f* \x + \xo 14:5 \xo*\xt Гал. 4:10; Кол. 2:16.\xt*\x* \v 6 Мәлум күнни қәдирләйдиған киши буниң билән Рәббиниң һөрмитидә уни қәдирләйду. Бир нәрсини йәйдиған кишиму Рәббиниң һөрмитидә йәйду, чүнки у өз рисқи үчүн Худаға тәшәккүр ейтиду. Мәлум нәрсини йемәйдиған киши йемәйдиғанлиғи билән өзиниң Рәббиниң һөрмитидә йемәйду, уму шундақла Худаға тәшәккүр ейтиду.\x + \xo 14:6 \xo*\xt 1Кор. 10:31; 1Тим. 4:3.\xt*\x* \v 7 Чүнки һеч қайсимиз өзимиз үчүн яшимаймиз вә һеч қайсимиз өзимиз үчүн өлмәймиз;\x + \xo 14:7 \xo*\xt 2Кор. 5:15; Гал. 2:20; 1Тес. 5:10; 1Пет. 4:2.\xt*\x* \v 8 Бәлки әгәр яшисақ, Рәббимиз үчүн яшаймиз; өлсәк, Рәббимиз үчүн өлимиз. Шуниң үчүн яшисақму, өлсәкму Рәббимизгә мәнсуптурмиз. \v 9 Чүнки Мәсиһниң өлүши вә тирилиши дәл шу мәхсәт билән болдики, Униң өлүкләрниң һәм тирикләрниң Рәбби болуши үчүндур. \m \v 10 Ундақта, сән немә үчүн қериндишиң үстидин һөкүм қилисән? Яки немә үчүн қериндишиңни мәнситмәйсән? Чүнки һәммимиз Худаниң сорақ тәхти алдида туришимиз керәк болиду. \f □ \fr 14:10 \fr*\ft \+bd «Чүнки һәммимиз Худаниң сорақ тәхти алдида туришимиз керәк болиду»\+bd* — «сорақ тәхти» адәттә Рим империйәсидә һәр бир шәһәрниң чоң мәйданида болатти. Йәрлик әмәлдарлар муһим һөкүмләрни яки еланларни чиқириш үчүн униңда олтиратти. Худаниң «сорақ тәхти» яки «һөкүм чиқириш тәхти» алдида болидиған сорақ бәлким \+bd ишәнгүчиләрниң\+bd* әмәллириниң үстидин һөкүм чиқириш үчүнла болиду («2Кор.» 5:10ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 14:10 \xo*\xt Мат. 25:31; 2Кор. 5:10.\xt*\x* \v 11 Чүнки \add муқәддәс язмиларда\add* ейтилғинидәк: — \m «Пәрвәрдигар дәйдуки: — \m Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, \m Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, \m Барлиқ тиллар Мени етирап қилип мәдһийә оқуйду».\f □ \fr 14:11 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар дәйдуки: — Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, барлиқ тиллар Мени етирап қилип мәдһийә оқуйду»\+bd* — «Йәш.» 45:23.\ft*\f* \x + \xo 14:11 \xo*\xt Йәш. 45:23; 49:18; Фил. 2:10.\xt*\x* \m \v 12 Шуңа, һәр биримиз Худа алдида өзимиз тоғрилиқ һесап беримиз.\x + \xo 14:12 \xo*\xt Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.\xt*\x* \b \m \s1 Аҗиз қериндишиңларни Худа йолидин чәтнитип қоймаңлар \m \v 13 Шуниң үчүн, бир-биримизниң үстидин һөкүм қилғучи иккинчи бири болмайли. Буниң орниға шундақ һөкүм-қарарға келиңларки, һәр қандақ қериндашқа гунаға жиқитидиған бир нәрсини яки қапқанни қоймаслиқ керәк. \x + \xo 14:13 \xo*\xt 1Кор. 10:32; 2Кор. 6:3.\xt*\x* \v 14 Рәббимиз Әйсада болғанлиғимдин шуниңға қәтъий ишәндүрүлүп билимәнки, һәр қандақ нәрсә өзлигидин һарам әмәстур; лекин бир нәрсини һарам дәп қариған киши үчүн, у униңға һарамдур. \x + \xo 14:14 \xo*\xt Мат. 15:11; Рос. 10:15; 1Кор. 8:4; 1Тим. 4:4.\xt*\x* \v 15 Әгәр йемәклигиң түпәйлидин қериндишиңни азапқа қойған болсаң, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисән. Мәсиһ униң үчүн Өз җенини пида қилип өлгән, бу \add қериндишиңни\add* йемәклигиң билән набут қилма!\x + \xo 14:15 \xo*\xt 1Кор. 8:11.\xt*\x* \m \v 16 Әнди силәр яхши дәп қариған ишларниң яман дейилишигә сәвәпчи болуп қалмаңлар. \v 17 Чүнки Худаниң падишалиғи йемәк-ичмәктә әмәс, бәлки Муқәддәс Роһта болған һәққанийлиқ, енақлиқ-хатирҗәмлик вә шатлиқтидур. \x + \xo 14:17 \xo*\xt 1Кор. 8:8.\xt*\x* \v 18 Буларда яшап Мәсиһкә хизмәт қилғучи киши Худани хурсән қилиду вә инсанларниң тәриплишигә сазавәр болиду. \m \v 19 Шуниң үчүн өзимизни енақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған ишларға атайли. \f □ \fr 14:19 \fr*\ft \+bd «Шуниң үчүн өзимизни енақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған ишларға атайли»\+bd* — «бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған» әйни текстә «бир-биримизни қуруп чиқидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Бу муһим ибариниң мәнаси тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 20 Йемәкликни дәп Худаниң әҗрини набут қилмаңлар. Һәммә нәрсә дәрвәқә һалалдур; бирақ бириси йегини билән \add етиқатида\add* путлашса, у униңға яман һесаплиниду. \f □ \fr 14:20 \fr*\ft \+bd «бирақ бириси йегини билән етиқатида путлашса, у униңға яман һесаплиниду»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ бириси йесә вә шуңлашқа башқиларни (иман, виҗдан тәрипидә) путлаштурса, бу иш униңға яман болиду».\ft*\f* \x + \xo 14:20 \xo*\xt Тит. 1:15.\xt*\x* \v 21 Шуниң үчүн гөш йейиш, шарап ичиш, шундақла башқа һәр қандақ ишларни қилишиң қериндишиңни гунаға тейилдуридиған, азапқа қойидиған яки уни аҗизлаштуридиған болса, буларни қилмиғиниң түзүк. \f □ \fr 14:21 \fr*\ft \+bd «азапқа қойидиған яки уни аҗизлаштуридиған»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу сөзләр тепилмайду.\ft*\f* \x + \xo 14:21 \xo*\xt 1Кор. 8:13.\xt*\x* \m \v 22 Сениң \add мәлум бир ишни қилишқа\add* ишәшиң барму? Әнди бу ишәш Худа билән сениң араңдики иштур. Өзи қиливатқан ишни тоғра дәп қариған, шуниңдин виҗданиму әйипкә буйрулмиған киши немидегән бәхитлик-һә! \v 23 Лекин \add йемәкликтин\add* гуманлинип туруп йәнә шуни йегән киши әйипкә буйрулиду, чүнки буни ишәш билән йемигән. Ишәштин болмиған һәр қандақ иш гунадур.\x + \xo 14:23 \xo*\xt Тит. 1:15.\xt*\x* \b \b \m \c 15 \s1 Өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимайли \m \v 1 Әнди етиқатимиз күчлүк болған бизләр өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимай, бәлки етиқати аҗизларниңму аҗизлиқлирини көтиришимиз керәк.\x + \xo 15:1 \xo*\xt 1Кор. 9:22; Гал. 6:1\xt*\x* \v 2 Һәр биримиз өз йеқинимизниң етиқатини қуруп чиқиши үчүн, униң бәхит-бәрикитини көзләп, уни хурсән қилишқа интиләйли. \v 3 Чүнки һәтта Мәсиһму Өзини қандурушни ойлимиған еди. Бу тоғрисида муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгән: «Сән \add Худани\add* һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти».\f □ \fr 15:3 \fr*\ft \+bd «Сән Худани һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти»\+bd* — («Зәб.» 68:8-10).\ft*\f* \x + \xo 15:3 \xo*\xt Зәб. 68:8-10; Йәш. 53:4, 5.\xt*\x* \v 4 Чүнки бурунда \add вәһий билән\add* пүтүлгән язмилардики һәр қайси сөзләр бизгә үгитиш үчүн йезилған болуп, мәхсити муқәддәс китаплардин кәлгән сәвир-тақәт вә илһамбәхш арқилиқ биздә азру-үмүтниң болуши үчүндур.\x + \xo 15:4 \xo*\xt Рим. 4:23, 24.\xt*\x* \m \v 5 Әнди сәвир-тақәт вә илһамбәхшниң Егиси Худа силәрни Мәсиһ Әйсани үлгә қилип, өз ара бир ой-нийәткә кәлтүргәй;\x + \xo 15:5 \xo*\xt Рим. 12:16; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8.\xt*\x* \v 6 буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир җан бир дил билән бир еғиздин улуқлиғайсиләр. \b \m \s1 Бир-бириңларни қобул қилиңлар \m \v 7 Шуңа, Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар.\f □ \fr 15:7 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһ силәрни қобул қилғандәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилип Худаға шан-шәрәп кәлтүрүңлар». Әмәлийәттә бу мәнасиму бизниң тәрҗимимиздин чиқиду.\ft*\f* \v 8-9 Чүнки силәргә шуни ейтимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн, шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн, хәтнә қилинғанларға Худаниң һәқиқитини йәткүзгүчи хизмәткар сүпитидә тайинланди. Бу худди \add муқәддәс язмиларда\add*: — \m «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, \m Вә Сениң намиңни күйләймән» — дәп йезилған еди.\f □ \fr 15:8-9 \fr*\ft \+bd «Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн»\+bd* — «Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилири» Худа Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп, Муса пәйғәмбәр вә башқа пәйғәмбәрләргә йәткүзгән вәдилири дегәнлик. \+bd «шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн...»\+bd* — «әлләр» мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. \+bd «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән...»\+bd* — «әлләр» йәнә мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. \+bd «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, вә Сениң намиңни күйләймән»\+bd* — («Зәб.» 17:50. Бу бешарәттә Мәсиһ Өз Роһи арқилиқ Давут пәйғәмбәрниң ағзидин сөзләйду. Павлус бу муһим гәплири (8-9-айәтләр) арқилиқ Йәһудий әмәсләр вә Йәһудийларниң бир-бирини қобул қилишини дәвәт қилиду; чүнки Мәсиһ Әйса Өзи Йәһудийлар («хәтнә қилинғанлар»)ға хизмәткар тайинланди һәм шуниңдәк Йәһудий әмәсләр («ят әлләр»)ниң Худани мәдһийилишигә башламчилиқ қилиду; демәк, Мәсиһ икки тәрәпниң хизмитидә болғандин кейин, немишкә силәр Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләр кичик пеиллиқ билән Униң улуқ үлгисигә әгишип бир-бириңларни қобул қилмайсиләр?\ft*\f* \x + \xo 15:8-9 \xo*\xt 2Сам. 22:50-51; Зәб. 17:50\xt*\x* \m \v 10 Вә У йәнә: — \m «Әй әлләр, \m \add Худа\add*ниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — дәйду.\f □ \fr 15:10 \fr*\ft \+bd «Вә У йәнә: ... дәйду»\+bd* — бу вә кейинки айәттики «У» Мәсиһдур. Мошу айәттики бешарәтләр Униң Өзиниң пәйғәмбәрләрниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзлиридур. 15-айәттики изаһатни көрүң. \+bd «Әй әлләр»\+bd* — «әлләр» ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. \+bd «Әй әлләр, Худаниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!»\+bd* — «Қан.» 32:43.\ft*\f* \x + \xo 15:10 \xo*\xt Қан. 32:43.\xt*\x* \m \v 11 Вә йәнә У: — \m «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, \m Әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — дәйду.\f □ \fr 15:11 \fr*\ft \+bd «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!»\+bd* — («Зәб.» 116:1) — бу айәт вә жуқуриқи нәқил кәлтүрүлгән икки айәттә, Мәсиһ (дунияға келиштин бурун) пәйғәмбәрләрниң ағзидин бешарәт берип, кәлгүсидә Йәһудий әмәсләр билән Өзи таллиған хәлқи биллә Худаға ибадәт қилишип, Униң хизмитидә биллә болушидиғанлиғини алдин-ала ейтиду.\ft*\f* \x + \xo 15:11 \xo*\xt Зәб. 116:1.\xt*\x* \v 12 Йәнә, Йәшая \add пәйғәмбәрму\add* мундақ дәйду: — \m «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, \m Әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; \m Әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду».\f □ \fr 15:12 \fr*\ft \+bd «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду»\+bd* — («Йәш.» 11:10) Мәсиһ тоғрилиқ йәнә бир бешарәт. Йәссә болса, Давут пәйғәмбәрниң атиси еди. Бирақ униң әвлади Мәсиһ, йәни «униң йилтизи»дур.\ft*\f* \x + \xo 15:12 \xo*\xt Йәш. 11:10; Вәһ. 5:5; 22:16.\xt*\x* \m \v 13 Әнди үмүтниң Егиси Худа Өзигә ишиниватқанлиғиңлардин қәлбиңларни толуқ шат-хурамлиқ вә тинич-хатирҗәмликкә толдурғай, шуниң билән Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән үмүткә толуп ташқайсиләр.\f □ \fr 15:13 \fr*\ft \+bd «үмүтниң Егиси Худа...»\+bd* — әйни сөз «үмүтниң Худаси...».\ft*\f* \b \m \s1 Павлусниң расуллуқ хизмити тоғрисида \m \v 14 И қериндашлирим, көңлүңларниң меһриванлиқ билән толғанлиғиға, мол билимләр билән толуқ безәлгәнлигигә, шундақла бир-бириңларға өз ара җекиләп берәләйдиғанлиғиңларғиму қайилмән. \v 15 Шундақ болсиму, Худа маңа ата қилған шапаәт түпәйлидин мән силәргә бир қисим тәрәпләрдин нәччә ишларни әслитип қоюшқа сәл җүръәтлик болуп ушбу хәтни язмақтимән. \v 16 Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә \add Йәһудий әмәс\add* әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк Униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур. \f □ \fr 15:16 \fr*\ft \+bd «бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип...»\+bd* — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. \+bd «Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә Йәһудий әмәс әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити, Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур»\+bd* — расул Павлус өзини каһинға охшитиду. Худаниң кона заманлардики ибадәтханиға каһинларни тәминләштики мәхсити хәлиқниң тоғра йолда Худаға ибадәт қилишидин ибарәт еди. Шуңа улар хәлиқниң өз қурбанлиқлирини тоғра, Худаниң қобул қилишиға лайиқ петидә сунушиға ярдәмчи вә хизмәткар еди. Павлус өзиниң хуш хәвәрни йәткүзүшниң ахирқи мәхсити Худаға һәқиқий, мәнилик, чин диллиқ ибадәтни барлиққа кәлтүрүштин ибарәттур, дәйду. Хәқниң бу ибадитини пак-муқәддәс қилиш Муқәддәс Роһниң иши, әлвәттә. Бу ибадәтму пәқәт җамаәт ибадәт сорунлирида әмәс, бәлки ишәнгүчиниң пүтүн һаяти арқилиқ ипадилиниду (12:1-2).\ft*\f* \v 17 Шуниң үчүн Мәсиһ Әйсада болғанлиғимдин Худаниң маңа тапшурғанлиридин пәхирлинимән. \v 18-19 Чүнки әлләрниң Худаға итаәт қилиши үчүн Мәсиһниң маңа қилдурғанлиридин башқа һеч немини тилға елишқа һәддим әмәс. Сөз вә әмәлләр арқилиқ, аламәтлик мөҗизиләр вә карамәтләр арқилиқ, Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирикон өлкисгичә айлинип һәммә йәрдә Мәсиһниң хуш хәвирини толуқ җакалидим. \v 20 Шундақ қилип башқилар салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, әзәлдин Мәсиһниң нами аңланмиған йәрләрдә бу хуш хәвәрни җакалашқа интилип кәлдим. \v 21 Бу тоғрисида \add муқәддәс язмиларда\add* ейтилғинидәк: — \m «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, \m Аңлимиғанлар аңлап чүшиниду».\f □ \fr 15:21 \fr*\ft \+bd «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, аңлимиғанлар аңлап чүшиниду»\+bd* — «Йәш.» 52:15.\ft*\f* \x + \xo 15:21 \xo*\xt Йәш. 52:15.\xt*\x* \b \m \s1 Павлусниң Римға бериш плани \m \v 22 Мана, шу \add хизмәтлирим\add* сәвәвидин йениңларға беришни көп қетим ойлиған болсамму, лекин тосулғуларға учрап баралмидим. \x + \xo 15:22 \xo*\xt Рим. 1:13; 1Тес. 2:18.\xt*\x* \v 23-24 Лекин һазир мошу әтрапларда \add хуш хәвәр йәткүзүлмигән\add* йәрләр маңа қалмиғанлиқтин, һәмдә көп жиллардин бери силәрни йоқлап бериш арзуюм болғанлиқтин, Испанийәгә беришимда силәрниму йоқлап өтмәкчимән. Сәпиримдә алди билән силәр билән көрүшүп, бир мәзгил һәмраһлиғиңлардин толуқ хошаллинип, андин силәрниң ярдимиңларда сәпиримни давамлаштурушумни үмүт қилимән.\x + \xo 15:23-24 \xo*\xt Рим. 1:10; 15:32; 1Тес. 3:10; 2Тим. 1:4.\xt*\x* \m \v 25 Бирақ һазир болса Йерусалимға берип, у йәрдики муқәддәс бәндиләрниң хизмитидә болушқа кетиватимән. \x + \xo 15:25 \xo*\xt Рос. 19:21; 24:17.\xt*\x* \v 26 Чүнки Македонийә вә Ахая өлкилиридики җамаәтләр Йерусалимдики муқәддәс бәндиләр арисидики йоқсулларға сәдиқә топлап ярдәм беришни лайиқ көрди. \v 27 Бу ишни улар бәрһәқ лайиқ көрди; әмәлийәттә болса улар Йерусалимдикиләргә қәриздардур. Чүнки әлләр \add Йәһудий қериндашларниң\add* роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду.\f □ \fr 15:27 \fr*\ft \+bd «Чүнки әлләр Йәһудий қериндашларниң роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду»\+bd* — «ярдәм бериш» дегән сөз грек тилида адәттә муқәддәс ибадәтханидики хизмәт билән мунасивәтликтур.\ft*\f* \m \v 28 Мән бу ишни пүттүргәндин кейин, йәни \add Йерусалимдики\add* қериндашларниң \add җамаәтләрниң етиқатиниң\add* бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин, силәрни йоқлап өтүп Испанийәгә баримән. \f □ \fr 15:28 \fr*\ft \+bd «Йерусалимдики қериндашларниң җамаәтләрниң етиқатиниң бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин,...»\+bd* — грек тилида «(Йерусалимдики) қериндашларға бу мевисини йәткүзүп мөһүрләндүргәндин кейин,...» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Расул Павлус Йәһудий қериндашларниң бу соғатни қобул қилишини интайин муһим дәп биләтти. Чүнки уни қобул қилиши соғат бәргәнләрни, йәни Йәһудий әмәс ишәнгүчиләрни «бизниң қериндашлиримиз» дәп қобул қилишиға баравәр болатти, шуңлашқа барлиқ җамаәтләрниң бирлиги вә муһәббитини мустәһкәмләп алға сүрәтти. Худаға тәшәккүр, Йәһудий қериндашлар уни қобул қилди («Рос.» 21:17).\ft*\f* \v 29 Йениңларға барғинимда, Мәсиһниң толуқ бәхит-бәрикитини силәргә елип баридиғанлиғимни билимән.\x + \xo 15:29 \xo*\xt Рим. 1:11.\xt*\x* \b \m \v 30 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә \add Муқәддәс\add* Роһниң меһир-муһәббити билән силәрдин өтүнимәнки, мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр — \f □ \fr 15:30 \fr*\ft \+bd «мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр»\+bd* — «күрәш қилғайсиләр» дегән сөзләр җин-шәйтанларниң Худаниң хизмитигә дайим қарши чиқидиғанлиғини көрситиду; шуңа бу хизмәт үчүн дуа қилиш (буларниң қарши чиққанлиғи түпәйлидин) бир хил күрәш, тәс бир иш болиду (мәсилән «Кол.» 2:1, 4:11ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 15:30 \xo*\xt 2Кор. 1:11.\xt*\x* \v 31 мениң Йәһудийә өлкисидики етиқат қилмиғанларниң яман нийәтлиридин сақлинишим, шуниңдәк Йерусалимда инъамни йәткүзүш хизмитимниң шу йәрдики муқәддәс бәндиләрниң қобул қилишиға еришиши үчүн \x + \xo 15:31 \xo*\xt 2Тес. 3:2.\xt*\x* \v 32 һәмдә ахирда Худа буйруса, пеқирниң шат-хурамлиқ билән йениңларға берип, силәр билән ортақ истираһәт қилишимиз үчүнму дуа қилғайсиләр.\x + \xo 15:32 \xo*\xt Рим. 1:10; 15:23.\xt*\x* \m \v 33 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа һәммиңлар билән биллә болғай! Амин!\f □ \fr 15:33 \fr*\ft \+bd «Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа»\+bd* — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».\ft*\f* \b \b \m \c 16 \s1 Павлусниң ахирқи саламлири \m \v 1 Кәнхриа шәһиридики җамаәтниң хизмәтчиси сиңлимиз Фибини силәргә тәвсийә қилип тонуштуримән; \v 2 уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр, униң һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған.\f □ \fr 16:2 \fr*\ft \+bd «уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр...»\+bd* — «Рәбниң муһәббитидә» әйни грек тилида «Рәбдә» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. \+bd «униң (йәни Фибиниң) һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған»\+bd* — бу сөзләргә қариғанда Фиби өзи мәлум сәвәптин Римға сәпәр қилмақчи еди, шуниң билән Павлусниң бу салам хетини елип бариду. Мошундақ узун вә хәтәрлик сәпәр қилиш асан әмәс еди. Худаға вә Фибигә қолимизда һазир турған бу қиммәтлик хәт үчүн рәхмәт!\ft*\f* \m \v 3 Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр\f □ \fr 16:3 \fr*\ft \+bd «Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр...»\+bd* — Приска (Прискила) вә ери Аквила хуш хәвәрниң көп хизмитини қилған («Рос.» 18:2, 26, «1Кор.» 16:19, «2Тим.» 4:19ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 16:3 \xo*\xt Рос. 18:2,26.\xt*\x* \v 4 (улар мени дәп өз һаятиниң хейим-хәтиригә қаримиди. Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур).\f □ \fr 16:4 \fr*\ft \+bd «... Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур»\+bd* — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду.\ft*\f* \v 5 Уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәткиму салам ейтқайсиләр. \m Асия өлкисидин Мәсиһкә етиқатта әң дәсләпки мевә болуп чиққан, сөйүмлүгүм Епәниткә салам ейтқайсиләр. \v 6 Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрйәмгә салам ейтқайсиләр. \m \v 7 Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.\f □ \fr 16:7 \fr*\ft \+bd «Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юня»\+bd* — мошу йәрдики «қериндашлирим» йәнә «уруқ-туққанлирим» дегән мәнидиму болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «улар расулларниң қаришида бәк абройлуқ кишиләр».\ft*\f* \m \v 8 Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр. \m \v 9 Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр. \m \v 10 Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр. \m \v 11 Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр. \m \v 12 Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк \add сиңлим\add* Пәрсисқа салам ейтқайсиләр. \m \v 13 Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр. \m \v 14 Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр. \m \v 15 Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.\f □ \fr 16:15 \fr*\ft \+bd «Филологус вә Юля»\+bd* — бәлким әр-аял.\ft*\f* \m \v 16 Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!\x + \xo 16:16 \xo*\xt 1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14.\xt*\x* \b \m \s1 Ахирқи несиһәт \m \v 17 Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар. \x + \xo 16:17 \xo*\xt Мат. 18:17; Кол. 2:8; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; Тит. 3:10; 2Юһа. 10.\xt*\x* \v 18 Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.\x + \xo 16:18 \xo*\xt Әз. 13:18; Фил. 3:19.\xt*\x* \m \v 19 Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән. \x + \xo 16:19 \xo*\xt Мат. 10:16; 1Кор. 14:20.\xt*\x* \v 20 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду. \m Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!\f □ \fr 16:20 \fr*\ft \+bd «Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа»\+bd* — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».\ft*\f* \b \m \v 21 Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам. \x + \xo 16:21 \xo*\xt Рос. 13:1; 16:1; 17:5; 20:4; Фил. 2:19; Кол. 1:1; 1Тес. 3:2; 1Тим. 1:2.\xt*\x* \v 22 (ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).\f □ \fr 16:22 \fr*\ft \+bd «ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән»\+bd* — расул Павлусниң көзи аҗиз болғачқа, адәттә ярдәмчигә хәтлирини яздуратти. Тәртий униң үчүн «Римлиқларға»ниң қәләм тәврәткүчиси (хатирилигүчи) болған еди.\ft*\f* \m \v 23 Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.\x + \xo 16:23 \xo*\xt Рос. 19:22; 2Тим. 4:20.\xt*\x* \m \v 24 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин! \b \m \s1 Дуа вә мәдһийә \m \v 25 Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға \add шан-шәрәп болғай\add*! \x + \xo 16:25 \xo*\xt Әф. 1:9; 3:9,20; Кол. 1:26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20.\xt*\x* \v 26 Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди; \v 27 шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин!