\id PHP \ide UTF-8 \h Филиппилиқларға \toc1 Филиппилиқларға \toc2 Филиппилиқларға \toc3 Фил. \mt1 Филиппилиқларға \c 1 \s1 Расул Павлус Филиппи шәһиридики җамаәткә язған мәктуп \m \v 1 Әйса Мәсиһниң қуллири болған Павлус вә Тимотийдин, Филиппида туруватқан, Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә, йетәкчиләр вә хизмәтчиләргә салам!\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Әйса Мәсиһниң қуллири болған Павлус вә Тимотийдин, Филиппида туруватқан, Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә, йетәкчиләр вә хизмәтчиләргә салам!»\+bd* — «йетәкчиләр» һәм «хизмәтчиләр» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизгә қараң.\ft*\f* \v 2 Силәргә ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!\x + \xo 1:2 \xo*\xt Рим. 1:7; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \m \v 3 һәр қетим силәрни әслигинимдә мән Худайимға тәшәккүр ейтимән, \f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «һәр қетим силәрни әслигинимдә мән Худайимға тәшәккүр ейтимән,...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәрниң мени һәр қетимлиқ әслигиниңлар үчүн рәхмәт ейтимән...».\ft*\f* \x + \xo 1:3 \xo*\xt Әф. 1:15; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3.\xt*\x* \v 4-5 һәр қетим дуа қилғинимда, силәрниң биринчи күнидин тартип бүгүнгә қәдәр хуш хәвәр хизмитигә болған һәмкарлиғиңлар түпәйлидин тохтимай шат-хурамлиқ билән силәргә дуа-тилавәт қиливатимән;\f □ \fr 1:4-5 \fr*\ft \+bd «...силәрниң биринчи күнидин тартип бүгүнгә қәдәр хуш хәвәр хизмитигә болған һәмкарлиғиңлар түпәйлидин тохтимай шат-хурамлиқ билән силәргә дуа-тилавәт қиливатимән»\+bd* — «силәрниң биринчи күнидин тартип» — демәк, Филиппилиқларниң Павлустин хуш хәвәрни қобул қилған күнидин тартип. \ft*\fp Хәт йезилған чағда Павлусниң улар билән болған «һәмкарлишиши» он жилдин көп болған.\fp*\f* \v 6 чүнки мениң дәл шуниңға ишәшим камилки, силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду;\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «Силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду»\+bd* — «Әйса Мәсиһниң күни» болса Мәсиһ дунияға қайтип келидиған, җамаәтни өзигә қобул қилидиған күнидур. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:6 \xo*\xt Юһ. 6:29; 1Тес. 1:3.\xt*\x* \v 7 мениң һәммиңлар тоғрилиқ шундақ ойлишим тоғридур; чүнки мән қәлбиңлардидурмән; мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму \add Худа маңа йәткүзгән\add* меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр.\f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «чүнки мән қәлбиңлардидурмән»\+bd* — башқа хил тәрҗимиси: «чүнки силәр мениң қәлбимдидурсиләр». Лекин бизниңчә бизниң тәрҗимимимиз тоғридур; шундақ болғанда айәтниң умумий мәнаси: — Уларниң «Павлусқа қәлбидин орун бәргини» вә шуниңдәк түрмидә болған һаҗитидин чиққанлиғи, һәр җәһәттин уларниң хизмәттә Павлусқа шерик болғучиларниң барлиғини, Павлусқа нисбәтән уларниң һәқиқий етиқатчилар екәнлигини испатлайду. \+bd «мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму Худа маңа йәткүзгән меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр»\+bd* — буниң мәнаси бәлким: (1) Филиппидики қериндашларниң түрмидә ятқан Павлусқа ярдәм берип уни риғбәтләндүрүши вә хуш хәвәрниң йолида униң билән ортақ җапа тартишқа тәйяр болуши Худа меһри-шәпқитини уларда мол жүргүзүши, яки (2) уларниң шундақ қилиши Худаниң Өз меһри-шәпқитини уларға техиму мол яғдурушиниң сәвәви болған. Иккилисиниң мүмкинчилиги бар болғини билән бизниңчә иккинчиси еһтималға йеқиндур.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt Әф. 3:1; 4:1; Кол. 4:3,18; 2Тим. 1:8.\xt*\x* \v 8 Мениң Мәсиһ Әйсаниң ич-бағрида болуп силәрни шунчилик тәлпүнүп сеғинғанлиғимға Худа Өзи гувачидур.\x + \xo 1:8 \xo*\xt Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.\xt*\x* \m \v 9 Мениң дуа-тилавитим болса, силәрниң муһәббитиңларниң һәртәрәплимә билим вә әтраплиқ сават билән йорутулуп техиму ешип ташқайки, \v 10 силәр немә ишларниң әвзәл екәнлигини пәриқ етәләйдиған болуп, Мәсиһниң күнидә пак-диянәтлик, әйипсиз болисиләр\f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «... шундақла силәрниң немә ишларниң әвзәл екәнлигини пәриқ етәләйдиған болуп, Мәсиһниң күнидә пак-диянәтлик, әйипсиз болушуңлар...»\+bd* — «Мәсиһниң күни» тоғрилиқ 6-айәттики изаһатни көрүң. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \v 11 һәмдә Әйса Мәсиһ арқилиқ болған, Худаниң шан-шәриви һәм мәдһийисини елип келидиған һәққанийлиқниң мевиси билән толдурулисиләр. \m \v 12 Бирақ силәргә шуни хәвәрләндүрмәкчимәнки, и қериндашлар, мениң бу әһвалим әмәлийәттә хуш хәвәрниң техиму кәң тарқилиши үчүн түрткә болди; \v 13 Чүнки мениң қамилишим Мәсиһ үчүн екәнлиги император ордисидики қаравулханидикиләргә вә башқа һәммәйләнгә аян болди.\f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «мениң қамилишим»\+bd* — грек тилида «мениң бағ-зәнҗирлирим». \+bd «император ордисидики қаравулхана»\+bd* — грек тилида «прайториум» дегән сөз Қәйсәрниң ордисидики мәлум бир қисимни көрситиду. «Прайториум»ға императорни мудапиә қилғучилар болған Рим империйәсиниң әң хил ләшкәрлири җайлашқан; шу йәр йәнә Рим империйәсиниң һәр қайси өлкисидики валийларниң баш штаби еди. Шуңа Павлусниң бу йәрдә «башқа һәммәйлән» дегини бәлким ләшкәрләрни һәм Римда туруватқан барлиқ валийларниму көрситиду.\ft*\f* \m \v 14 Шуниң билән қериндашларниң көпинчиси мениң қамилишим түпәйлидин Рәбгә тайинип \add Худаниң\add* сөз-каламини қорқмай сөзләшкә техиму җүръәтлик болди; \f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән қериндашларниң көпинчиси мениң қамилишим түпәйлидин Рәбгә тайинип Худаниң сөз-каламини қорқмай сөзләшкә техиму җүръәтлик болди...»\+bd* — демәк, көп қериндашлар: «Павлус һәтта Қәйсәрниң ордисида турупму Худаниң сөзини қорқмай сөзләватқан йәрдә, мән сиртта әркин туруп уни җакалашта немидин қорққантим?» дәп җүръәтлиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:14 \xo*\xt Әф. 3:13; 1Тес. 3:3.\xt*\x* \v 15 дәрвәқә, бәзилири һәсәт қилип яки риқабәтлишип, бәзилири ақ көңүллүк билән Мәсиһни җакалайду; \v 16 кейинкилири болса бәрһәқ муһәббәттин, мениң хуш хәвәрни ақлап испатлишим үчүн мошу йәргә қоюлғанлиғимни билгәнлигидин шундақ қилмақта; \f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «мошу йәргә қоюлғанлиғим»\+bd* — «қоюлғанлиғим» — Һәммигә Қадир тәрипидин, әлвәттә.\ft*\f* \v 17 Алдинқилири болса чин көңлидин әмәс, бәлки шәхсийәтчилигидин, мениң зәнҗирләнгән дәрдимгә дәрд қошмақчи болуп шундақ қилмақта.\f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «алдинқилири болса чин көңлидин әмәс, бәлки шәхсийәтчилигидин, мениң зәнҗирләнгән дәрдимгә дәрд қошмақчи болуп шундақ қилмақта»\+bd* — шундақ қериндашлар бәлким: «улуқ расул Павлус түрмидә қамақлиқ, бизгә пурсәт кәлди» дәп, җамаәтләр арисида өз даңқини чиқармақчи, өзлири «расулларниң паалийәтлири» болувалмақчи болғанлардур.\ft*\f* \m \v 18 Әнди буларға немә дегүлүк? Қандақла болмисун, тоғра нийәттин болсун сахтилиқтин болсун, охшашла Мәсиһ җакалиниду; мән шуниңға шатлинимән; бәрһәқ, давамлиқ шатлиниверимән. \v 19 Чүнки дуалириңлар вә Мәсиһ Әйсаниң Роһиниң қувәтлиши арқилиқ бу ишлар ниҗат-қутқузулушумға мәдәт болиду дәп билимән, \f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «Чүнки дуалириңлар вә Мәсиһ Әйсаниң Роһиниң қувәтлиши арқилиқ бу ишлар ниҗат-қутқузулушумға мәдәт болиду дәп билимән...»\+bd* — «мениң ниҗат-қутқузулушум» — бәзи алимлар бу сөзләрни «түрмидин қутқузулуш» яки болмиса «мени өлүм арқилиқ җәннәткә йәткүзүш» дәп чүшиниду; бизниңчә бу сөзләр чоқум төвәндики 20-айәт билән бағлиқтур. 20-айәттә «ниҗат-қутқузулуш»ниң әмәлийәттә немә екәнлиги көриситилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:19 \xo*\xt 2Кор. 1:11.\xt*\x* \v 20 — демәк, тәқәззалиғим вә үмүт-истиким бойичә һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин, тирик яки өлүк болай, һәрдайим болғинидәк һазирму толуқ җасарәт билән Мәсиһ тенимдә улуқлансун! \f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «тәқәззалиғим вә үмүт-истиким бойичә һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин... »\+bd* — «һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин...» бәлким Мәсиһниң вәкил сүпитидә Униңға һеч қандақ дағ кәлтүрмәслигини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:20 \xo*\xt Рим. 5:5.\xt*\x* \v 21 Чүнки маңа нисбәтән һаятимниң өзи Мәсиһдур, өлүш болса техиму пайдилиқтур. \m \v 22 Җеним тенимдә қалса, әнди несивәм йәнә мевилик хизмәт болиду; лекин қайсисини әвзәл билип талливелишимни билмәйватимән; \v 23 мән һаят билән мамат оттурисида қисилип қалдим; чүнки бу дуниядин айрилип, Мәсиһ билән биллә болушқа интизармән — бу иш зиядә әвзәлдур; \v 24 амма силәр үчүн җенимниң тенимдә қелиши техиму зөрүрғу дәймән.\f □ \fr 1:24 \fr*\ft \+bd «амма силәр үчүн җенимниң тенимдә қелиши техиму зөрүрғу дәймән»\+bd* — 21-25-айәтләр тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \m \v 25 Әнди буниңға ишәшим камил болуп, силәрниң етиқатта алға илгирилишиңлар һәм шат-хурам болушуңлар үчүн мән силәр билән биллә қелип давамлиқ туримән дәп билимән; \f □ \fr 1:25 \fr*\ft \+bd «Әнди буниңға ишәшим камил болуп, силәрниң етиқатта алға илгирилишиңлар һәм шат-хурам болушуңлар үчүн мән силәр билән биллә қелип давамлиқ туримән дәп билимән»\+bd* — Павлусниң түрмидин қайта чиққанлиғи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 26 шуниң билән мениң силәргә йәнә һәмраһ болғиним вәҗидин мән арқилиқ Мәсиһ Әйсада пәхирлинип тәнтәнә қилишиңлар техиму зиядилишиду! \m \v 27 Пәқәт өзүңларни Мәсиһниң хуш хәвиригә лайиқ тутуңларки, мән йениңларға берип силәр билән дидарлашқандиму, силәрдин айрилғандиму, ишлириңлардин аңлайдиғиним силәрниң бир роһ бир җанда болуп чиң дәссәп туруп, хуш хәвәрдики етиқатниң йолида күрәшкә интиливатқиниңлар, \f □ \fr 1:27 \fr*\ft \+bd «өзүңларни Мәсиһниң хәвиригә лайиқ һалда тутуңлар»\+bd* — грек тилида «өзүңлар Мәсиһниң хәвиригә лайиқ һалда пухра болуңлар» дегән сөз билән ипадилиниду. Филиппидикиләр болса «римлиқ пухралар» дәп һесаплинип, алаһидә имтиязлиқ еди. Павлусниң пуритип ейтмақчи болғини «Өзүңларни әрштики пухраларға лайиқ һалда тутуңлар» дегәнликтур.\ft*\f* \x + \xo 1:27 \xo*\xt Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12; 4:1.\xt*\x* \v 28 шундақла қарши чиққучиларниң һеч қандақ вәһимилиридин патипарақ болуп кәтмигиниңлар болсун; силәрдики бу ғәйрәт, уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, шуниңдәк алайитән Худадин кәлгән бир аламәттур; \f □ \fr 1:28 \fr*\ft \+bd «силәрдики бу ғәйрәт...»\+bd* — грек тилида «бу иш...». Башқа мүмкинчилиги барки, «бу иш» қарши чиққучиларниң қаршилиғиниң өзини көрситиду. \+bd «...уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, шуниңдәк алайитән Худадин кәлгән бир аламәттур»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «...уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, (шуниңдәк) қутқузулушуңларниң Худадин болғанлиғиға бир аламәттур».\ft*\f* \v 29 Чүнки Мәсиһниң йолида силәргә пәқәт Униңға ишинишнила әмәс, йәнә Униң үчүн хорлуққа учрашму несивә қилинғандур. \v 30 Чүнки силәр илгири мәндә көргиниңлардәк вә шуниңдәк һазир аңлиғиниңлардәк мән йолуққан күрәшкә силәрму йолуқмақтисиләр.\f □ \fr 1:30 \fr*\ft \+bd «.. силәр илгири мәндә көргиниңлардәк вә шуниңдәк һазир аңлиғиниңлардәк мән йолуққан күрәшкә силәрму йолуқмақтисиләр»\+bd* — демәк, (1) етиқат үчүн зиянкәшликкә йолуғуш; (2) шүбһисизки, һәр хил җин-шәйтанлар тәрипидин кәлгән һуҗумға учраш («роһий күрәш — «Әф.» 6:10-18ни көрүң).\ft*\f* \b \b \m \c 2 \m \v 1 Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә, \f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә, ...»\+bd* — грек тилида мошу айәттики «әгәр» дайим реторик шәкилдә ишлитилип «әгәр...вә дәрвәқә (шундақ) болиду» дегән мәнини билдүриду. «Роһ» болса Худаниң Роһини көрситиду. «Қәлбдә» әсли грек тилида «ич-қарнида», «ич-бағрида».\ft*\f* \v 2-3 — әнди охшаш бир ой-пикирдә болуп, бир-бириңларға охшаш муһәббәттә бағлинип, бир җан бир нийәттә болуп, араңларда һеч иш риқабәттин яки қуруқ шөһрәтпәрәсликтин болмисун; әксичә, ой-хиялиңларда кичик пеиллиқ болуп һәр бириңлар башқиларни өзүңлардин жуқури дәп билиңлар; шундақ болғанда шат-хурамлиғимни камил қилисиләр.\x + \xo 2:2-3 \xo*\xt Рим. 12:16; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 3:16; 1Пет. 3:8; Рим. 12:10; 1Пет. 5:5.\xt*\x* \m \v 4 Һәр бириңлар пәқәт өз ишлириңларға көңүл бөлүп қалмай, бәлки башқиларниңкигиму көңүл бөлүңлар.\x + \xo 2:4 \xo*\xt 1Кор. 10:24; 13:5.\xt*\x* \v 5 Мәсиһ Әйсада болған ой-позитсийә силәрдиму болсун: —\x + \xo 2:5 \xo*\xt Мат. 11:29; Юһ. 13:15; 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6.\xt*\x* \m \v 6 У Худаниң тип-шәклидә болсиму, \m Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди; \x + \xo 2:6 \xo*\xt 2Кор. 4:4; Кол. 1:15; Ибр. 1:3.\xt*\x* \m \v 7 Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди, \m Өзигә қулниң шәклини елип, \m Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,\f □ \fr 2:7 \fr*\ft \+bd «... Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди (6-айәт), әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди,...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «... Өзини Худа билән тәң туриверәй дәп турувалмайла, Өзиндин һәммини қутуқдиди,...». \+bd «Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди, Өзигә қулниң шәклини елип, инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,...»\+bd* — бу айәт бәлким Инҗил ичидә мәнаси әң чоңқур җүмлиләрдин биридур. «Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп» дегән ибариләр шүбһисизки, Мәсиһниң һәр җәһәттин инсан болуп, толуқ инсанниң тәбиитидә болғанлиғини көрситиду. Пәқәт униң тәбиитидә һеч гуна йоқ еди. «Инсаний тәбиәт» грек тилида «инсаний «схема»» дәп ипадилиниду, инсанниң тәбиити вә «асасий қурулуш»ини көрситиду. \ft*\fp «У Өзини қуруқдиди» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\fp*\f* \x + \xo 2:7 \xo*\xt Зәб. 8:6; Мат. 20:28; Луқа 22:27; Юһ. 13:14.\xt*\x* \m \v 8 Өзини төвән қилип, \m Һәтта өлүмгичә, йәни кресттики өлүмгичә итаәтмән болди;\x + \xo 2:8 \xo*\xt Ибр. 2:9,14,17; 4:15; 12:2.\xt*\x* \m \v 9 Шуңа Худа Уни интайин жуқури көтирип мәртивилик қилди, \m Униңға һәр қандақ намдин үстүн болған намни беғишлидики, \x + \xo 2:9 \xo*\xt Рос. 2:33; Ибр. 1:4.\xt*\x* \m \v 10 Әйсаниң намиға асманларда, йәр йүзидә һәм йәр астида барлиқ тизлар пүкүлүп,\x + \xo 2:10 \xo*\xt Йәш. 45:23; Рим. 14:11.\xt*\x* \m \v 11 ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду.\f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду»\+bd* — демәк, Мәсиһ Әйсаға беғишланған нам «Рәб»дур. У әсли Өзи Рәб болуп (мәсилән, «Луқа» 2:11), У әршләргә көтирилгинидә ХудаAтиси Өзиниң Униңдин болған хурсәнлигини билдүрүп қайтидин Уни «Рәб» дәп ениқ җакалиған. «Йәш.» 45:23ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:11 \xo*\xt Юһ. 13:13; 1Кор. 8:6; 12:3.\xt*\x* \m \v 12 Шуниң билән, әй сөйүмлүклирим, силәр һемишә итаәт қилғиниңлардәк, пәқәт мән йениңларда болғинимдила әмәс, бәлки һазирқидәк мән силәрдин нери болғанда техиму шундақ итаәт билән әймиништә, титригән һалда өз ниҗатиңларни һәртәрәпкә тәтбиқлашқа интилиңлар. \v 13 Чүнки Худаниң гөзәл хаһиши бойичә силәрниң ирадә тиклишиңларға вә шуниңдәк уни әмәлгә ашурушуңларда ичиңларда ишлигучи Униң Өзидур.\x + \xo 2:13 \xo*\xt 2Кор. 3:5.\xt*\x* \m \v 14 Һәммә ишларни ғудуңшимай яки талаш-тартиш қилмай қилиңлар; \x + \xo 2:14 \xo*\xt Рим. 12:17; 1Пет. 2:12; 4:9.\xt*\x* \v 15 шуниң билән силәр әйипсиз, сап диллиқ болуп, бу дәвирдики тәтүр, әсәббий адәмләр оттурисида яшап, уларниң арисида дунияға йоруқлуқ бәргүчиләрдәк парлап, Худаниң дағсиз пәрзәнтлири болисиләр; \x + \xo 2:15 \xo*\xt Пәнд. 4:18; Мат. 5:14.\xt*\x* \v 16 шуниңдәк һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин, мән силәрдин Мәсиһниң күнидә бекар жүгүрмәптимән, бекар җапа тартмаптимән дәп пәхирлинип тәнтәнә қилайлайдиған болимән.\f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин...»\+bd* — «һаятниң сөз-калами» — мәңгү һаят тоғрилиқ сөз, әлвәттә. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һаятниң сөз-каламини чиң тутқиниңлар түпәйлидин,...». Лекин жуқуриқи 15-айәттә Филиппилиқ қериндашлар «йоруқлуқ бәргүчи» дәп аталған болғачқа, мошу йәрдә «(силәр)... (Худаниң) һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар» дәп тәрҗимә қилишни тоғра көримиз.\ft*\f* \x + \xo 2:16 \xo*\xt 2Кор. 1:14; 1Тес. 2:19.\xt*\x* \m \v 17 Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән. \f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән»\+bd* — Павлус жуқурида 1:25-26дә «силәр билән йәнә дидарлишимән» дәйду, әлвәттә. Лекин у өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти.\ft*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt 2Кор. 7:4.\xt*\x* \v 18 Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк.\f □ \fr 2:18 \fr*\ft \+bd «Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк»\+bd* — 17-18-айәт үстидә: Тәврат дәвридики ибадәт түзүмидә, «көйдүрмә қурбанлиқ» қилғанда, қурбанлиқ қурбангаһқа қоюлғанда униңға «аш һәдийә» қошулуши керәк, андин уларниң үстигә «шарап һәдийә» қуюлуши керәк еди. Мошу йәрдә Павлус толиму кәмтәрлик билән Филиппидики етиқатчиларниң қилған хизмәт-ибадитини муһим қурбанлиққа, өзиниң йеқинда еһтималлиғи болған өлтүрүлүши яки түрмидә өзини җамаәт үчүн пида қиливатқанлиғини бир «шарап һәдийә»гә, йәни уларниң чоң қурбанлиғи үстигә толуқлайдиған пәқәт қошумчә бир «шарап һәдийә»гә охшитиду. \ft*\fp Қайтидин дәймиз: У өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти.\fp*\f* \m \v 19 Лекин мән Рәбдә пат арида Тимотийни йениңларға әвәтишни үмүт қилимәнки, әһвалиңларни аңлап мәнму хуш болсам; \x + \xo 2:19 \xo*\xt Рос. 16:1; Рим. 16:21; 1Тес. 3:2.\xt*\x* \v 20 чүнки йенимда униңға охшаш, дилимиз бир болған, ишлириңларға чин дилидин көңүл бөлгүчи башқа адәм йоқтур. \v 21 Чүнки һәммә адәм Әйса Мәсиһниң ишлириға әмәс, бәлки өзиниң ишлири билән шуғуллинишқа интилиду; \x + \xo 2:21 \xo*\xt 1Кор. 10:24; 13:5.\xt*\x* \v 22 амма силәр униң салаһийитини, униң хуш хәвәрниң хизмитидә худди атисиға һәмраһ болуп ишләйдиған балидәк мән билән биргә меһнәт сиңдүргәнлигини билисиләр. \v 23 Әнди ақивитимниң қандақ болидиғанлиғини ениқ билгән һаман, уни дәрһал маңдуруветишни үмүт қилимән; \v 24 амма өзүмниң йениңларға пат арида баридиғанлиғимға Рәб арқилиқ ишәшим бар. \m \v 25 Амма буниңдин авал мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродитни йениңларға әвәтишни зөрүр таптим, \f □ \fr 2:25 \fr*\ft \+bd «мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродит»\+bd* — «сәпдишим» — Павлус билән роһий күрәштә ортақ җәңчи, әлвәттә. \ft*\fp «Әлчиңлар» грек тилида «ашакалолос». Бу сөзниң мәнаси «әвәтилгән киши», «әлчи» яки «расул» болиду. Мошу йәрдә биз «әлчи» дәп тәрҗимә қилғинимиз билән, мүмкинчилиги барки, Павлус Епафродитниң расуллуқ хизмити бар болиду, дәп көрситиши мүмкин.\fp*\f* \v 26 чүнки у һәммиңларға сеғинип тәлпүнгән еди һәм силәрниң униң кесәл һалидин хәвәр тапқиниңлар түпәйлидин азапланди. \v 27 У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди. \f □ \fr 2:27 \fr*\ft \+bd «У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди»\+bd* — «Худа... ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» дегән сөз бир хил гунани көрсәткән болса керәк. Төвәндики 28-30-айәтләргә қариғанда, Епафродит Павлусқа җамаәтниң соғисини йәткүзүп баридиған йолда кесәл болди. У бәлким йолда кесәл болуп қалған. У Павлусниң қешиға йетип беришқа алдирап өз кесили билән һеч кари болмай алға басти, шуниң билән у техиму еғир кесәл болуп «әҗәлгә йеқинлишип қалди». Павлус, униң бу қилғинини бир хил тәвәккүлчилик, ақиланә иш әмәс дәп ойлиши мүмкин. Худди Павлус, Худа «униңға рәһим қилип» сақайтти, шундақла «маңа рәһим қилди» — чүнки Епафродит мениң вәҗәмдин шундақ қилди, дегәндәк. \ft*\fp Ундақ дегинимиз билән, Худа бизгә җамаәт үчүн шундақ тәвәккүл қилишқа тәйяр болған адәмәләрни әвәтсун!\fp*\f* \v 28 Шуниңдәк униң билән йәнә көрүшүп шатлинишиңлар вә шундақла өзүмгә нисбәтән дәрдлиримни азайтиш үчүн уни техиму җиддий йолға салмақчимән. \v 29 Әнди уни шат-хурамлиқ билән Рәбдә қобул қилиңлар һәм униңдәк адәмләргә һөрмәт қилиңлар; \x + \xo 2:29 \xo*\xt 1Кор. 9:14; Гал. 6:6; 1Тес. 5:12; 1Тим. 5:17; Ибр. 13:17.\xt*\x* \v 30 чүнки у Мәсиһниң хизмитини дәп, силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди.\f □ \fr 2:30 \fr*\ft \+bd «у Мәсиһниң хизмитини дәп...»\+bd* — грек тилида: «у хизмәт дәп,...» дейилгән. Павлусқа (шундақла Епафродитқа) нисбәтән пәқәт «хизмәт»ла бар, чүнки униңға нисбәтән пәқәт бир хизмәт, йәни Мәсиһниң хизмити, хуш хәвәрниң хизмити бардур. \+bd «у... силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди»\+bd* — Павлусниң «ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқ....» дегини, Филиппидики җамаәтниң униңға көңүл бөлүшидә мәлум йетәрсизлик бар, дегәнлиги әмәс; у, силәрдә үмүт қилғиниңлардәк ярдәмни йәткүзүш пурсәтлири чиқмиған болсиму, лекин әвәтмәкчи болған көңлүңларни чүшинимән, демәкчи. \ft*\fp «Ярдимиңлар» дегән сөз грек тилида мошу йәрдә «ибадәтханидики каһинлиқ қурбанлиқ хизмитиңлар»ни пуритидиған сөздур.\fp*\f* \b \b \m \c 3 \m \v 1 Ахирида, әй қериндашлирим, Рәбдә шатлиниңлар! Буларни силәргә қайта йезиш мән үчүн аваричилик әмәс, бәлки силәргә аманлиқ елип келиду.\x + \xo 3:1 \xo*\xt Фил. 4:4; Яқ. 1:2; 1Пет. 4:13.\xt*\x* \m \v 2 Иштлардин һези болуңлар, яманлиқ қилғучилардин һези болуңлар, «тилим-тилим кәскүчиләр»дин һези болуңлар!\f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «Иштлардин һези болуңлар, яманлиқ қилғучилардин һези болуңлар, «тилим-тилим кәскүчиләр»дин һези болуңлар!»\+bd* — «иштлар» ялған тәлим бәргүчи, Худаниң йолини буриғучи қатарлиқларни көрситиду. 3-7-айәтләрни көрүң. «Тилим-тилим кәскүчиләр» интайин кинайилик, һәҗвий гәп болуп, у «адәмләр сүннәтсиз (хәтнисиз) болса қутқузулмайду» дәп тәрәп-тәрәптә ишәнгүчиләрниң һәр бирини сүннәт қилмақчи болған Йәһудийларни көрситиду. Шу бабтики 3-8, -17-21-айәтләрни һәм изаһатларни көрүң. Сүннәтниң әһмийити, «әттики сүннәт» вә «роһий сүннәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:2 \xo*\xt Йәш. 56:10.\xt*\x* \v 3 Чүнки һәқиқий сүннәтликләр болса Худаниң Роһи арқилиқ ибадәт қилғучи, Мәсиһ Әйсадин пәхирлинип тәнтәнә қилғучи, әткә таянмайдиған бизләрдурмиз.\x + \xo 3:3 \xo*\xt Қан. 10:16; 30:6; Йәр. 4:4; Юһ. 4:24; Рим. 2:29; Кол. 2:11.\xt*\x* \v 4 Мениңму әткә таянғичилигим бар! Башқилар «өз әтлиримгә таянсам болиду» десә, мән техиму шундақ;\f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «Мениңму әткә таянғичилигим бар! Башқилар «өз әтлиримгә таянсам болиду» десә, мән техиму шундақ»\+bd* — бу сөзләр интайин муһим. «Әт» яки «әтләр» тоғрилиқ «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. «Өз әтлиримгә таянғидәк салаһийитим бар» дегини, «мәндә Худа алдида гунайимни юғидәк, өзүмни Худаға әпләштүргидәк қилған ишлирим бар» дегәнликтур (мәсилән, мән сүннәт қилинған, өткәндә ибадәтханида нурғун қурбанлиқларни вә һәдийәләрни сунған, муһим диний әрбабмән, қатарлиқлар).\ft*\f* \x + \xo 3:4 \xo*\xt 2Кор. 11:21.\xt*\x* \v 5 сүннәткә кәлсәк, мән туғулуп сәккизинчи күни сүннәт қилиндим; Исраил миллитидин, Биняминниң қәбилисидинмән, «Ибранийларниң ибранийиси»мән; Тәврат-қануни тәрәптин ейтқанда, «Пәрисий» мәзһипидиму болғанмән;\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «... Тәврат-қануни тәрәптин ейтқанда, «Пәрисий» мәзһипидиму болғанмән»\+bd* — «Пәрисийләр» Йәһудийлар арисидики Тәврат қанунидики тәләпләрни әң тәкитләйдиған диний мәзһәп еди. «Тәбирләр»ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:5 \xo*\xt Яр. 49:27; Рос. 23:6; 2Кор. 11:22.\xt*\x* \v 6 Худаға болған қизғинлиғимға кәлсәк, җамаәткә зиянкәшлик қилғучи едим; Тәврат қануни тәләп қилған һәққанийлиққа кәлсәк, әйивисиз едим;\f □ \fr 3:6 \fr*\ft \+bd «Худаға болған қизғинлиғимға кәлсәк, җамаәткә зиянкәшлик қилғучи едим»\+bd* — «җамаәткә зиянкәшлик қилиш» Худаниң ирадиси әмәс еди, әлвәттә; лекин шу вақитлардики Павлус (Саул) Мәсиһгә қарши болуп, «Мәсиһкә етиқат бағлашни болса Худаниң йоли билән қаршилашқанлиқ, Тәврат қанунини булғиғанлиқ» дәп ойлайтти; шуниң билән шу чағда у Худаға болған «қизғинлиқ»ини хата йолға қаритип «җамаәткә зиянкәшлик қилди». \+bd «Тәврат қануни тәләп қилған һәққанийлиққа кәлсәк, әйивисиз едим»\+bd* — «әйипсиз» — демәк, у Тәврат қануни җәһәтидин өзини әйипсиз дәп қарайтти. Кейин Худаниң Роһидин йорутулғанда у Тәврат қанунидики толуқ тәләпни билип йетип, өзини толиму әйиплик тонуп йәтти («Рим.» 7:7-25, болупму 7ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 3:6 \xo*\xt Рос. 8:3; 9:1; 22:3, 4; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 7 амма маңа немә иш «пайдилиқ» болса, буларни Мәсиһ сәвәвидин зиянлиқ дәп һесаплидим;\x + \xo 3:7 \xo*\xt Мат. 13:44.\xt*\x* \v 8 Мәсиһ Әйса Рәббимни тонушниң әвзәллиги вәҗидин, мән башқа һәммә ишни зиянлиқ дәп һесаплаймән; мән дәрвәқә Униң үчүнму һәммидин мәһрум болған; бәрһәқ, Мәсиһкә еришишим үчүн буларни ниҗасәт дәп һесаплаймәнки,\x + \xo 3:8 \xo*\xt Йәш. 53:11; Йәр. 9:22; Юһ. 17:3; Кол. 2:2.\xt*\x* \v 9 Мәсиһтә болуп, өзүмдики қандақтур һәққанийлиқ (Тәврат қанунидин чиққан һәққанийлиқ)тин ваз кечип, Мәсиһниң етиқат-садиқлиғи арқилиқ болған һәққанийлиқ, йәни етиқат арқилиқ Худадин болған һәққанийлиққа еришәләймән; \f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «Мәсиһтә болуп, өзүмдики қандақтур һәққанийлиқ..тин ваз кечип, Мәсиһниң етиқат-садиқлиғи арқилиқ болған һәққанийлиқ, йәни етиқат арқилиқ Худадин болған һәққанийлиққа еришәләймән»\+bd* — «Мәсиһтә» — грек тилида «Униңда».\ft*\f* \x + \xo 3:9 \xo*\xt Рим. 1:17; 3:21.\xt*\x* \v 10 муддиайим Уни тонуштур, — йәни Униң өлүп тирилишиниң күч-қудритидә яшап, Униң азаплириға сирдаш-һәмдәмликтә болуп, Униң өлүмини үлгә қилип өзгәртилип, \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Униң (Мәсиһниң) азаплириға болған сирдаш-һәмдәмлик»\+bd* — буниң тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң. \+bd «Униң азаплириға сирдаш-һәмдәмликтә болуп, Униң өлүмини үлгә қилип өзгәртилип...»\+bd* — Мәсиһтә болған муһәббәт, һәққанийлиқ, юваш-мулайимлиқ, сәвир-тақәтлик, иман-етиқат вә башқиларни кәчүрүм қилиш позитсийиниң әң аян қилинған вақти болса Униң өлүмидә болғандур. Шуниң билән бизгә «Униң өлүми»дин әң чоңқур, әң улуқ үлгә көрүлиду.\ft*\f* \x + \xo 3:10 \xo*\xt Рим. 8:17; 2Кор. 4:10; 2Тим. 2:11,12; 1Пет. 4:13.\xt*\x* \v 11 шундақла мүмкин қәдәр өлүмдин тирилишкә йетишни муддиа қилимән.\f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «шундақла мүмкин қәдәр өлүмдин тирилишкә йетишни муддиа қилимән...»\+bd* — Павлусниң мошу сөзи, униң ахирқи күнидә өлүмдин тирилишини муддиа қилиши әмәс; чүнки униң Мәсиһниң күнидә өлүмдин тирилишигә қәтъий ишәши бар еди (1:21). «Өлүмдин тирилиш»тә, ишәнгүчиләрдә нурғунлиған йеңи қабилийәтләр, йеңи күчләр, йеңи билим-чүшәнчиләр вә вәһийләр пәйда болиду, Худаниң толуқ шан-шәриви чәксиз көрүниду; лекин, Павлус бәлким мошу дәвирниң өзидә бу ишларға егә болсам дегән улуқ муддиада болған болса керәк. 12-айәтни көрүң.\ft*\f* \m \v 12 Уларға ериштим яки камаләткә йәттим демәкчи әмәсмән; лекин Мәсиһ Әйсаниң мени тутувелишида болған муддиа-нишанини өзүм тутувалсам дәп чепип жүрмәктимән. \v 13 Қериндашлар, мән өзүмни уни тутувалдим дәп қаримаймән. Пәқәт шу бир ишнила қилимәнки, өтүп кәткән ишларни унтуп, алдимдики ишларға интилип, \v 14 нишанни қоғлап, Худаниң Мәсиһ Әйсада болған бүйүк чақириқидики инъамиға қарап чепип жүрмәктимән.\x + \xo 3:14 \xo*\xt 1Кор. 9:24; 2Тим. 4:7.\xt*\x* \m \v 15 Әнди аримиздин кимки пишип йетилгән болса шу ой-мәхсәттә болайли. Әгәр башқичә ой-мәхсәттә болсаңлар, Худа буниму силәргә көрситип бериду.\f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «Әгәр башқичә ой-мәхсәттә болсаңлар»\+bd* — Павлусниң бу дегини, бәлким нишанни қоғлишиңларға һәр қандақ намувапиқ ойда болсаңлар» дегән мәнидә болса керәк. Бәзи алимлар бу айәтниң: «Әнди аримиздики кимки «пишип йетилгән» (кинайилик, һәҗвий ейтилған) болса, мошу ойда болайли. Әгәр силәр башқичә ойлиған болсаңлар, Худа буниң хаталиқини силәргә аян қилиду» дегән мәнидә дәп қарайду. Биз униңға қайил әмәсмиз; айәтниң иккинчи қисми униңға зит келиду.\ft*\f* \v 16 Қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли.\f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «Қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли, шу ойидиму боливерәйли» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 3:16 \xo*\xt Рим. 12:16; 15:5; 1Кор. 1:10; Гал. 6:16; Фил. 2:2; 1Пет. 3:8.\xt*\x* \m \v 17 Мени үлгә қилип әгишиңлар, әй қериндашлар, шундақла биз силәргә тикләп бәргән нәмунә бойичә охшаш йолда маңғанларғиму көзүңларни тикип, улардин үгиниңлар. \x + \xo 3:17 \xo*\xt 1Кор. 4:16; 11:1; 1Тес. 1:6.\xt*\x* \v 18 Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк, вә һазирму көз яшлирим билән қайта ейтимәнки, нурғун кишиләр Мәсиһниң крестиға дүшмән болуп маңмақта. \f □ \fr 3:18 \fr*\ft \+bd «нурғун кишиләр Мәсиһниң крестиға дүшмән болуп маңмақта»\+bd* — «Мәсиһниң крестиға дүшмән болуш» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:18 \xo*\xt Рим. 16:17.\xt*\x* \v 19 Уларниң ақивити һалакәттур, худаси өзиниң қарнидур, шәриви қилип махтанғини өз номуссизлиғидур, ойлиғанлири пәқәт бу дуниядики ишлардур. \v 20 Һалбуки, бизниң пухралиғимиз болса әрштидур, биз дәл шу йәрдин Ниҗаткарниң чүшүшини интизарлиқ билән күтмәктимиз — У болса Рәббимиз Әйса Мәсиһдур. \f □ \fr 3:20 \fr*\ft \+bd «Һалбуки, бизниң пухралиғимиз болса әрштидур, биз дәл шу йәрдин ниҗаткарниң чүшүшини интизарлиқ билән күтмәктимиз»\+bd* — «Мәсиһниң крестиға болған дүшмәнләр» болса әршкә әмәс, бәлки «бу дуния»ға, йәнә «зимин»ға тәвәдур.\ft*\f* \x + \xo 3:20 \xo*\xt 1Кор. 1:7; 1Тес. 1:10; Тит. 2:13; Ибр. 13:14.\xt*\x* \v 21 У барлиқ мәвҗудатларни Өзигә бойсундуридиған қудрити бойичә бизниң әбгар бу тенимизни өзгәртип, Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш һалға кәлтүриду.\f □ \fr 3:21 \fr*\ft \+bd «У барлиқ мәвҗудатларни Өзигә бойсундуридиған қудрити бойичә бизниң әбгар бу тенимизни өзгәртип, Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш һалға кәлтүриду»\+bd* — «әбгар бу тенимиз» грек тилида «бизни төвән қилидиған бу тенимиз», яки «бизни кичик пеиллиқ қилидиған бу тенимиз» дегәнни билдүриду. Бириси тәкәббурлишип кәткән болса тенидә һәр қандақ аҗизлиқ, әбгарлиқ пәйда болса мошундақ адәмләрниң чоңчилиғиға хатимә берилиду, әлвәттә, шундақла һәммимизгә кичик пеиллиқниң тоғра келидиғанлиғини рошән көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 3:21 \xo*\xt 1Кор. 15:51; Кол. 3:4; 1Юһа. 3:2.\xt*\x* \b \b \m \c 4 \m \v 1 Әнди, әй қериндашлирим, сөйгәнлирим вә тәлпүнгәнлирим, мениң шат-хурамлиғим, мениң бешимниң таҗи болғучилар, Рәбдә чиң туруңлар, и сөйгәнлирим!\x + \xo 4:1 \xo*\xt 1Тес. 2:19.\xt*\x* \m \v 2 Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!\f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!»\+bd* — Еводия вә Сунтихә җамаәттики ача-сиңил еди.\ft*\f* \m \v 3 Дурус, мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим, бу аялларниң ярдимидә болғин; мана улар мән вә Климәнт билән биллә, шундақла намлири «һаятлик дәптири»гә хатириләнгән башқа хизмәтдашлирим билән биллә хуш хәвәр хизмитини илгири сүрүштә биргә күрәш қилған. \f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим...»\+bd* — «һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим» Павлус бу алаһидә ибарә билән мәлум қериндишини көрситиду. Павлус униң исмини тилиға алмиған болсиму, шүбһисизки, униң өзи вә Филиппилиқларниң һәммиси кимни көрсәткәнлигини убдан биләтти. Грек тилида «һәмбоюнтуруқлуқ (хизмәтдишим)» дегән ибарә «сүзүгүс» билән ипадиләнгәчкә, бәзи алимлар «Сүзүгүс» дегәнни адәмниң исми дәп қарайду.\ft*\f* \x + \xo 4:3 \xo*\xt Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Вәһ. 3:5; 20:12; 21:27.\xt*\x* \m \v 4 Рәбдә шатлиниңлар; мән йәнә ейтимәнки, шатлиниңлар!\x + \xo 4:4 \xo*\xt 1Тес. 5:16; Рос.16:25\xt*\x* \m \v 5 Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!\f □ \fr 4:5 \fr*\ft \+bd «Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!»\+bd* — «Рәб йеқиндур» дегәнниң икки мәнаси бар: (1) Рәб Әйса етиқатчиларға һәрдайим йеқин; (2) Рәб Әйса йеқин арида дунияға қайтип келиду.\ft*\f* \x + \xo 4:5 \xo*\xt 1Кор. 10:11; Ибр. 10:25.\xt*\x* \m \v 6 Һеч иш тоғрилиқ әндишә қилмаңлар; бәлки һәр бир ишта тәшәккүр ейтип тилигиңларни Худаға дуа һәм илтиҗа арқилиқ мәлум қилиңлар;\x + \xo 4:6 \xo*\xt Зәб. 54:24; Мат. 6:25; 1Тим. 6:8,17; 1Пет. 5:7.\xt*\x* \v 7 шу чағда адәмниң ойлиғинидин ешип чүшидиған, Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду.\f □ \fr 4:7 \fr*\ft \+bd «... Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду»\+bd* — яки «Худадин кәлгән хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — грек тилидики тексттә «Худаниң хатирҗәмлиги...» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 4:7 \xo*\xt Юһ. 14:27; Рим. 5:1; Әф. 2:14.\xt*\x* \m \v 8 Ахирида, әй қериндашлирим, немә ишлар һәқиқәт, немә ишлар алийҗанаб, немә ишлар һәққаний, немә ишлар пак, немә ишлар хуш-йеқимлиқ, немә ишлар шан-шөһрәтлик болса, қисқиси һәр қандақ ишларда әхлақ-пәзиләт яки махташқа лайиқ тәрәпләр бар болса, шу ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар.\x + \xo 4:8 \xo*\xt Рим. 13:13; 1Тес. 4:3, 4, 5.\xt*\x* \m \v 9 Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә мәндә көргәнләрниң һәр қандиқи болса, силәр шуларға әмәл қилиңлар; шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду.\f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду»\+bd* — «хатирҗәмлик Егиси болған Худа» грек тилида: «хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик Бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.\ft*\f* \m \v 10 Әнди мән Рәбдә зиядә шатландимки, силәр һазир ахирда маңа болған көйүмчанлиғиңларни қайтидин көрсәттиңлар (билимәнки, маңа дайим көйүнүп кәлдиңлар, амма пәқәтла көрситиш пурсити чиқмиди). \x + \xo 4:10 \xo*\xt 2Кор. 11:9.\xt*\x* \v 11 Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим. \f □ \fr 4:11 \fr*\ft \+bd «Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим»\+bd* — расул уларни «шатландим» (10-айәт) дегинини хата чүшинип қалмисун дәп бу сөзни қилиду. Шатланғанлиғи зиндандики ач қалған мәһбусниң тамақни көргинидики шатлиғи әмәс, бәлки җамаәтниң униңға көйүнгәнлигидин, җамаәтниң униңға болған садиқ муһәббитидин шатлиниши еди. Шуниңдәк у уларға сөзидә: «Мән һазирму интайин һаҗәтмән» дегәндәк пурақни чиқирип қоюштин әнсирәйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 4:11 \xo*\xt 1Тим. 6:6.\xt*\x* \v 12 Мән осал әһвалда яшашни билимән, һәм кәңричиликтә яшашниму билимән. Һәр ишта, һәр әһвалда, һәм тоқлуқта һәм ачлиқта, һәм баяшатчилиқта һәм муһтаҗлиқта яшашниң сирини үгинивалдим. \x + \xo 4:12 \xo*\xt 1Кор. 4:11; 2Кор. 11:27.\xt*\x* \v 13 Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум. \v 14 Һалбуки, мениң қийинчилиғимға ортақ болушуңлар билән яхши қилдиңлар. \m \v 15 Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған. \f □ \fr 4:15 \fr*\ft \+bd «Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған»\+bd* — айәттики «...мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда» дегән қисимниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... хуш хәвәрниң силәргә йәткүзүлгән дәсләпки күнлиридә, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда...». Филиппи шәһири болса Македонийә өлкисидә; шуңа қайси тәрҗимиси тоғра болушидин қәтъийнәзәр, Павлус хуш хәвәрни Филиппилиқларға йәткүзгәндин кейин, уни башқа җайдикиләргә йәткүзүш үчүн чиққан еди. Шу чағда Филиппидики җамаәт униңға иқтисадий вә бәлким башқа җәһәтләрдә ярдәм қилған еди. \ft*\fp Павлусниң «бериш вә қобул қилиш ишлири» дегини, Павлусниң пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки башқиларни дәп уларниң әвәткән ярдимини қобул қилғанлиғини көрситиду.\fp*\f* \x + \xo 4:15 \xo*\xt 2Кор. 11:9.\xt*\x* \v 16 Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар. \f □ \fr 4:16 \fr*\ft \+bd «Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар»\+bd* — «бир нәччә қетим» грек тилида «бир қетим, һәтта икки қетим...» дегән ибарә билән билдүрүлиду. Адәттә бу ибарә «бир нәччә қетим» дегәнни көрситиду.\ft*\f* \v 17 Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соғатни издәп сориғиним әмәстур, издигиним болса һесаватиңларға \add роһий\add* мевиниң көп топлинишидин ибарәттур. \m \v 18 Лекин мәндә һәммә нәрсә бар, һәтта йетип ашқидәк бар; силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум. Бу әвәткиниңлар интайин хушбуй, Худаға қобул болғидәк, шундақла Уни хурсән қилидиған бир қурбанлиқтәк еди. \f □ \fr 4:18 \fr*\ft \+bd «силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум»\+bd* — «терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» дегәнлик грек тилида бир сөз биләнла ипадлилиниду. Павлусниң бу сөзи билән, пәқәт җисманий җәһәттила һәммә нәрсәм бар дегәнни әмәс, роһий җәһәттиму толиму хошал болғанлиғини, толиму тәсәлли тапқанлиғини, толиму ғәйрәт қилғанлиғини билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 4:18 \xo*\xt Ибр. 13:16.\xt*\x* \v 19 Вә мениң Худайим силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини Мәсиһ Әйсада болған шан-шәривидики байлиқларға асасән мол тәминләйду. \m \v 20 Әнди Худайимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин. \m \v 21 Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам йәткүзүңлар. Йенимдики қериндашлардинму силәргә салам! \m \v 22 Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин, болупму Қәйсәр \add императорниң\add* ордисида болғанлардин силәргә салам! \m \v 23 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!