\id OBA \ide UTF-8 \h Обадия \toc1 Обадия \toc2 Обадия \toc3 Об. \mt1 Обадия \c 1 \s1 Едомниң бәрбат болуши \m \v 1 Обадия көргән аламәт көрүнүш: — \m Рәб Пәрвәрдигар Едом тоғрилиқ мундақ дәйду: — \m (Биз Пәрвәрдигардин бу хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдуқ) \m — «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди; \m У: «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — дәп хәвәр бериду.\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди»\+bd* — «әлләр» (яки «ят әлләр») — Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. \+bd «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!»\+bd* — «униңға» болса, Едомға. Бәлким бу әлчи Едомға дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.\ft*\f* \m \v 2 Мана, Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; \m Сән \add әлләр арисида\add* қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!\f □ \fr 1:2 \fr*\ft \+bd «Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; сән әлләр арисида қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!»\+bd* — Худа Едомни «сени» дәп, мошу йәрдә униңға беваситә сөз қилиду.\ft*\f* \m \v 3 Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, \m Туралғуси жуқури болғучи, \m Көңлүңдә: «Ким мени йәргә чүшүрәлисун?!» дегүчи, \m Көңлүңдики тәкәббурлуқ өзүңни алдап қойди!\f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, туралғуси жуқури болғучи»\+bd* — демисәкму, Едом пинһанрақ, үстигә чиқиш тәс болған тағлиқ районда турған.\ft*\f* \m \v 4 Сән бүркүттәк өзүңни жуқури көтәрсәңму, \m Чаңгаңни юлтузлар арисиға тизсаңму, \m Мән шу йәрдин сени чүшүрүветимән, \m — дәйду Пәрвәрдигар.\x + \xo 1:4 \xo*\xt Йәр. 49:16\xt*\x* \m \v 5 Булаңчилар қешиңға кәлсиму, \m Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму, \m (Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!) \m Улар өзлиригә чушлуқла оғрилайтти әмәсму? \m Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?\f □ \fr 1:5 \fr*\ft \+bd «Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!»\+bd* — тирнақ ичидики сөзләр, бәлким пәйғәмбәрниң һаяҗандин Пәрвәрдигарниң сөзини үзүп қоюп дегән гепидур. \+bd «Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?»\+bd* — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә үзүм һосулини алғанда үзгүчиләр кәмбәғәлләрниң теривелиши үчүн бир аз васаңларни қалдуруш керәк еди. Бәзи шәрқий дөләтләрдә бу бир адәткә айлинип қалған.\ft*\f* \x + \xo 1:5 \xo*\xt Йәр. 49:9\xt*\x* \m \v 6 Бирақ Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди! \m Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «... Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди!»\+bd* — «Әсав» Едомниң башқа бир исми. \+bd «... Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!...»\+bd* — 5-6-айәтләр «мәрсийә» (матәм тутуш мунаҗити) шәклидә.\ft*\f* \m \v 7 Барлиқ иттипақдашлириң сени чегарайиңғичә һайдиветиду; \m Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; \m Нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду; \m \add Сән\add* дәрвәқә йорутулмиғандурсән!\f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «... сени... һайдиветиду; ... үстүңдин ғәлибә қилиду; ... саңа қилтақ қуриду...»\+bd* — 5-7-айәтләрдә ейтилған бешарәтләрдики пеиллар «өткән заман» билән ипадилиниду. Лекин улар кәлгүси ишларни көрситиду (8-айәттә ениқ көрситилиду). Ибраний тилида, бешарәтләрдә пеилларниң «өткән заман»да ишлитиши «бу иш җәзмән йүз бериду» дегәнни тәкитләйду. \+bd «... Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду»\+bd* — бу айәт бәлким әрәбләрниң Едомийларни алдам халтисиға чүшүрүп, уларни өз зиминидин һайдиветиши тоғрилиқ бешарәт бериду (вәқә бәлким миладийәдин илгәрки 6-әсирниң ахирида болған). Ибраний тилини чүшиниш тәс. \ft*\fp Бешарәт кәлгүсидики ишларни көрсәткини билән, пеиллар «өткән заман»да ипадилиниду. Адәттә ибраний тилида бешарәт «өткән заман»да ипадиләнгән болса, униң җәзмәнлигини тәкитләйду.\fp*\f* \m \v 8 Мән шу күни, — дәйду Пәрвәрдигар, \m — Едомдин данишмәнләрни, \m Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?\f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «Мән шу күни... Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?»\+bd* — «шу күни» бәлким Бабил империйәси уларға таҗавуз қилидиған күнини (миладийәдин илгәрки 587-жили) яки әрәбләр уларни алдап һайдиветидиған күнини, йәнә ахирқи заманда «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситишиму мүмкин. Едом өз данишмәнлири билән даңқи чиққан. Аюп пәйғәмбәрниң үч достидин бири болған «Теманлиқ Елифаз»му Едомлуқ еди.\ft*\f* \x + \xo 1:8 \xo*\xt Йәш. 29:14; Йәр. 49:7\xt*\x* \m \v 9 Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман, \m Шуниң билән Әсавниң теғидики һәр бир адәм қирғинчилиқта қәтл қилиниду.\f □ \fr 1:9 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман,...»\+bd* — «Теман» Едомниң чоң бир шәһири.\ft*\f* \x + \xo 1:9 \xo*\xt Ам. 2:14, 16\xt*\x* \b \m \s1 Едомниң бәрбат болушиниң сәвәви \m \v 10 Укаң Яқупқа қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин, \m Иза-аһанәт сени қаплайду; \m Сән мәңгүгә үзүп ташлинисән.\x + \xo 1:10 \xo*\xt Яр. 27:41; Әз. 35:5; Ам. 1:11\xt*\x* \m \v 11 Сән бир чәттә \add пәрвасиз\add* қарап турған күни, \m Йәни яқа жуттикиләр \add бурадириңниң\add* мүлкини булап кәткән күни, \m Таипиләр униң дәрвазилиридин кирип Йерусалим үстигә чәк ташлиған күни, \m Сән уларниң бир әзасиға охшаш болғансән.\x + \xo 1:11 \xo*\xt Зәб. 136:7\xt*\x* \m \v 12 Бирақ қериндишиңниң апәтлик күнигә пәрвасиз қарап турмаслиғиң керәк еди, \m Йәһуданиң балилириниң һалакәт күнидә хушал болуп кәтмәслигиң керәк еди; \m Күлпәтлик күнидә ағзиңни йоған қилмаслиғиң керәк еди; \m \v 13 Өз хәлқимни апәт басқан күнидә, уларниң дәрвазисиға кирмәслигиң керәк еди; \m Уларни апәт басқан күнидә уларниң дәрд-әләмигә ерәнсиз қарап турмаслиғиң керәк еди, \m Апәт басқан күнидә қолуңни мал-мүлкигә созмаслиғиң керәк еди; \m \v 14 Сән шәһәрдин қечип қутулғанларни үзүп ташлаш үчүн һәдә йолда турмаслиғиң керәк еди; \m Күлпәт басқан күнидә униңдин қутулуп қалғанларни дүшмәнгә тапшурмаслиғиң керәк еди. \b \m \s1 Пәрвәрдигарниң күни \m \v 15 Чүнки Пәрвәрдигарниң күни барлиқ әлләр үстигә чүшүшкә йеқин қалғандур; \m Сениң башқиларға қилғиниңдәк, саңиму шундақ қилиниду; \m Саңа тегишлик җаза өз бешиңға чүшиду;\x + \xo 1:15 \xo*\xt Әз. 35:15\xt*\x* \m \v 16 Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда \add ғәзивимни\add* ичкиниңдәк, \m Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; \m Бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, \m Андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду.\f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк»\+bd* — ибраний тилида «чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ичкиниңдәк...» — Чүшәнчимиз бойичә Едомийлар Худаниң қолида униң ғәзивини ичкән еди. \ft*\fp Башқа бир хил чүшәнчиси, Едомийлар Йәһуда үстидин қилған ғәлибисини тәбрикләп, «Худаниң муқәддәс теғи»да шарап ичкән; вә улар (айәтниң иккинчи қисми бойичә) шу гунайи үчүн барлиқ әлләр билән тәң Худаниң ғәзивини ичиду. \+bd «Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду»\+bd* — әлләрниң немини ичиду? Худаниң ғәзивини ичиду (мәсилән «Зәб.» 74:8-9, «Йәш.» 49:26, «Йәр.» 25:15-16, «Зәб.» 15:4ниму көрүң).\fp*\f* \b \m \s1 Исраилниң әслигә кәлтүрүлүши \m \v 17 Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду, \m Тағ пак-муқәддәс болиду; \m Яқуп җәмәтиниң тәәллуқатлири өзигә тәвә болиду;\f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ Зион теғида қутулуп қалғанлар болиду».\ft*\f* \m \v 18 Вә Яқуп җәмәти от, Йүсүп җәмәти ялқун, \m Әсав җәмәти уларға пахал болиду; \m \add От вә ялқун\add* Әсав җәмәти ичидә йеқилип, уларни жутуп кетиду; \m Әсав җәмәтидин һеч бирси қалмайду; \m Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған. \m \v 19 \add Йәһуданиң\add* җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; \m Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, \m Бәрһәқ, улар Әфраимниң даласи һәм Самарийәниң даласиға егә болиду; \m Бинямин Гилеадқа егә болиду;\f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «Йәһуданиң җәнубидикиләр»\+bd* — ибраний тилида «Нәгәвдикиләр». «Нәгәв» — Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чоң чөл-баяван. \ft*\fp \+bd «Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, ... Бинямин Гилеадқа егә болиду»\+bd* — 19-айәттики бешарәтләрниң көп қисми миладийәдин илгәрки 2-әсирдә әмәлгә ашурулиду («Макаббийлар» һәм «Йосефус» дегән кона тарихий китапларда хатириләнгән). Бирақ пикиримизчә, бу бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болиду.\fp*\f* \m \v 20 Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун Қанаандикиләргә тәвә болған зиминға Зарәфатқичә егә болиду; \m Сәфарадта сүргүндә турған Йерусалимдикиләр болса җәнуптики шәһәрләргә егә болиду.\f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қанаанға қайтип кәлгән, сүргүн болған Исраиллар җамаити... ».\ft*\f* \m \v 21 Андин Зион теғи үстигә қутқузғучилар чиқиду, \m Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду; \b \m Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!\f □ \fr 1:21 \fr*\ft \+bd «Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду»\+bd* — яки «улар Әсав теғи үстидин һөкүм чиқириду». \+bd «Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!»\+bd* — һазир «Әсав теғидикиләр»ниң һеч қайсиси Едомлуқлар әмәс (18-айәтни көрүң). Бу «қутқузғучилар»ниң ким екәнлиги дейилмиди; пикримизчә, «қутқузғучилар» кона заманларда Исраилни қутқузған пәйғәмбәрләр вә «батур һакимлар» сүпитидә болиду. Улар һазир өлүмдин тирилгән. Исраил Худаниң толуқ идарә-һөкүми астида болуп, униң әһвали пүтүнләй мукәммәл болиду.\ft*\f*