\id NAM \ide UTF-8 \h Наһум \toc1 Наһум \toc2 Наһум \toc3 Наһ. \mt1 Наһум \c 1 \s1 Худаниң Нинәвәниң һалакити тоғрилиқ пәрмани \m \v 1 Нинәвә шәһири тоғрисида жүкләнгән вәһий — Әлкошлуқ Наһум көргән аламәт көрүнүш хатириләнгән китап.\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Жүкләнгән вәһий»\+bd* — ибраний тилида «Масса» (асасий мәнаси «жүк») дегән бир сөз биләнла ипадилинип һәм «вәһий» һәм «пәйғәмбәрниң зиммисигә жүкләнгән бир вәзипә» дегән икки мәнини өз ичигә алиду.\ft*\f* \b \m \v 2 Пәрвәрдигар отлуқ муһәббәтлик, интиқам алғучи бир Худадур; \m Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бир интиқам алғучи, \m Дәрғәзәп Егисидур; \m Пәрвәрдигар явлиридин интиқам алиду, \m Дүшмәнлири үчүн адавәт сақлайду.\x + \xo 1:2 \xo*\xt Мис. 20:5\xt*\x* \m \v 3 Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, \m Күч-қудрәттә улуқдур, \m Гунайи барни һеч ақлимайду; \m Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур, \m Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур. \m \v 4 У деңизға тәнбиһ берип уни қуруқ қилиду, \m Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; \m Башан қағҗирап кетиду, \m Кармәлму һәм шундақ болиду; \m Ливандики гүл-гияму қағҗирайду.\f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; Башан қағҗирап кетиду, Кармәлму һәм шундақ болиду; Ливандики гүл-гияму қағҗирайду»\+bd* — Башан вә Ливанда һөл-йеғин көп, бәк мол болиду; уларниң отлақлири интайин мунбәт еди. Кармәл болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «қағҗирап кәткән» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти.\ft*\f* \m \v 5 Тағлар униң алдида титрәп кетиду, \m Дөңләр ерип кетиду, \m Йәр йүзи Униң һозури алдиға көтирилиду, \m Җаһан һәм униңда барлиқ яшаватқанларму шундақ болиду.\x + \xo 1:5 \xo*\xt Мис. 19:18; Зәб. 17:8-10; 28:4-6; 96:4, 5; 113:4.\xt*\x* \m \v 6 Ким Униң ғәзиви алдида тик туралисун? \m Ким Униң аччиғиниң дәһшитидә қәддини керип туралисун? \m Униң дәрғәзиви оттәк төкүлиду, \m Униң алдида ташлар йерилиду. \m \v 7 Пәрвәрдигар меһривандур, күлпәтлик күндә башпанаһдур; \m Өзигә таянғанларни У билиду.\x + \xo 1:7 \xo*\xt Йо. 3:16\xt*\x* \m \v 8 Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду, \m Қараңғулуқ униң дүшмәнлирини қоғлайду.\f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду»\+bd* — «ешип ташқан кәлкүн» пәйғәмбәрләрниң язмилирида адәттә көчмә мәнидә қоллинилип «таҗавуз қилғучи қорқунучлуқ қошун»ни көрситиду. Бирақ «Наһум» дегән ушбу қисмида, у һәм әсли мәнасидә (кәлкүн) билән қоллинилған һәм «таҗавузчи қошун» дегән көчмә мәнидиму қоллинилған. Нинәвә шәһири Тигрис дәриясиниң ешип тешиши һәм Бабил қошуни тәрипидин йәр билән тәң қилинған. \ft*\fp «Шу йәр» бәлким Нинәвә шәһирини көрситиду.\fp*\f* \m \v 9 Силәр Пәрвәрдигар билән қаршилишип немә ойлаватисиләр? \m У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду; \m Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду.\f □ \fr 1:9 \fr*\ft \+bd «У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду»\+bd* — яки «У Өзи қилмақчи болғинини бәрибир ада қилиду». \+bd «Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду»\+bd* — кона заманлардики нурғун «вәйран қилинған» шәһәрләр кейин қайта қурулған. Мәсилән, Йерусалим шәһири аз дегәндә бәш қетим қайтидин қурулған. Бирақ Нинәвә шәһири ғулитиветилгәндин кейин пүтүнләй йоқап кәтти.\ft*\f* \m \v 10 Улар қамғақтәк бир-биригә чирмишивалған болсиму, \m Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму, \m Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду.\f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму,...»\+bd* — пәйғәмбәр мошу йәрдә, Нинәвә шәһиридики һәммә пухра мәс болған вақтида вәйран қилиниду, дәп пуритиду. \+bd «Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду»\+bd* — мәнаси бәлким «көйдүрүлиду». Башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.\ft*\f* \m \v 11 Сәндин Пәрвәрдигарға рәзиллик ойлиғучи чиққан еди, \m У Иблисниң бир несиһәтчисидур. \f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «У Иблисниң бир несиһәтчисидур»\+bd* — «Иблис» мошу йәрдә ибраний тилида «Белиал» дейилиду. Бу сөз Тәвратта адәттә Шәйтанниң өзини көрситиши мүмкин. Башқа тәрҗимиләрдә «рәзил», «әрзимәс» дегән мәниләрдә келиду. \ft*\fp Мүмкинчилиги барки, бу «Иблисниң несиһәтчиси» Сәннахерибни көрситиду (Сәннахериб миладийәдин илгәрки 702-жили Йәһудаға қаттиқ һуҗум қилған. Униң мәғлубийити һәм өлүми Тәвратта, «Йәшая» 36-38 бабларда хатириләнгән). Ундақ болғанда, Наһум пәйғәмбәр өзиниң бу бешаритини мәзкур китапни рәсмий топлап пүткүзүштин 50 жил бурун, йәни яш вақтида хатирилигән болиду.\fp*\f* \m \v 12 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — \m «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму, \m Улар охшашла үзүп ташлиниду, \m Шундақла кәлмәскә кетиду; \m Мән саңа азар қилғиним билән, \add и хәлқим\add*, \m Қайтидин саңа азар қилмаймән. \f □ \fr 1:12 \fr*\ft \+bd «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму,... »\+bd* — «тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп» — бу Асурийәликләрниң өзлирини тәсвирләшкә дайим ишлитидиған ибарә. \+bd «Улар охшашла үзүп ташлиниду, шундақла кәлмәскә кетиду»\+bd* — ибараний тилида «кәлмәскә кетиду» дегән бу сөз бәзидә «тамчилап-тамчилап йоқап кетиду» дегәнни билдүриду.\ft*\f* \m \v 13 Һазир Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин сундуруп еливатимән, \m Вә асарәтлириңни бөсүп ташлаймән. \m \v 14 Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, \m Сениң намиң қайтидин терилмәйду; \m Бутуңниң өйидин Мән ойма һәйкәл, қуйма һәйкәлни йоқитимән; \m Мән қәбрәңни тәйярлаватимән, \m Чүнки сән пәсәндидурсән.\f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, сениң намиң қайтидин терилмәйду; ...»\+bd* — Худа мошу йәрдә қайтидин Асурийә падишасиға сөз қилиду. \ft*\fp «Сениң намиң .. терилмәйду» — бу бәлким икки бислиқ сөз. Биринчидин Асурийә падишасиниң һеч нәсли қалмайду; иккинчидин, уни әслитидиған һеч абидиләр, хатирә ташлар қалмайду (Асурийә падишалири әслидә чоң-чоң абидә ташлириға наһайити амрақ еди). \+bd «Мән қәбрәңни тәйярлаватимән»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси «Мән уни (йәни падишаниң бутханисини) қәбрәң қилип бекитимән».\fp*\f* \m \v 15 Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, \m Арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара! \m Һейтлириңни тәбриклә, и Йәһуда, ичкән қәсәмлириңни ада қил; \m Чүнки у рәзил болғучи зиминиңдин иккинчи өтмәйду; \m У пүтүнләй үзүп ташланған болиду.\f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара!»\+bd* — мошу хуш хәвәрниң мәзмуни бәлким Нинәвә шәһири вәйран болуп, Худаниң хәлқигә хатирҗәм күнләр кәлди, дегәнлик.\ft*\f* \x + \xo 1:15 \xo*\xt Йәш. 52:7; Рим. 10:15\xt*\x* \b \b \m \c 2 \s1 Нинәвәниң һалак болушиниң тәсвирлири •••• Худа Нинәвәгә қайтидин сөз қилиду \m \v 1 Битчит қилидиған бириси көз алдиңғила кәлди; \m Әнди истиһкам үстидә күзәт қил, \m Йолға қара, белиңни бағла, күчлириңни жиғип техиму күчәйт!\f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «Битчит қилидиған бириси көз алдиңғила кәлди»\+bd* — демәк, бириси сән Нинәвәниң алдиға келип саңа һуҗум қилиду. \+bd «Әнди истиһкам үстидә күзәт қил, йолға қара, белиңни бағла, күчлириңни жиғип техиму күчәйт!»\+bd* — бу кинайилик, һәҗвий гәп — Нинәвәликләр җәңгә шунчә көп тәйярлиқ қилған болсиму, һәммиси бекар болиду.\ft*\f* \m \v 2 (Чүнки Пәрвәрдигар Яқупниң шан-шәривини әслигә кәлтүрди, \m Уни Исраилниң шан-шәривигә лайиқ дәриҗидә әслигә кәлтүрди; \m Чүнки қуруқдиғучилар уларни қуруқдап қойған еди, \m Уларниң үзүм тал шахлирини вәйран қилған еди).\f □ \fr 2:2 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар Яқупниң шан-шәривини әслигә кәлтүрди, уни Исраилниң шан-шәривигә лайиқ дәриҗидә әслигә кәлтүрди»\+bd* — оқурмәнләр бәлким есигә кәлтүридуки, Худа Яқуп пәйғәмбәргә йеңи исим қойди, йәни «Исраил» дәп қойди. «Яқуп»ниң мәнаси «алдамчи» яки «башқиниң орнини басқучи», «Исраил»ниң мәнаси «Худа билән биллә болған шаһзадә». Демәк, Худа Яқупниң әгир-тоқай йоллирини өзгәртип, униңға парлақ келәчәк бәргән. Шуниң билән Муқәддәс Китапта, «Яқуп» бәзи вақитларда Исраилниң «кона тәбиити»ни, йәни Худа өч көргән яман илләтлирини көрситиду. \+bd «Чүнки қуруқдиғучилар уларни қуруқдап қойған еди, уларниң үзүм тал шахлирини вәйран қилған еди»\+bd* — Асурийә Исраил һәм Йәһудани көп қетим һәр хил усул (булаңчилиқ, җазанихорлуқ, баҗ-селиқ қатарлиқлар) билән «қуруқдап қойған еди».\ft*\f* \x + \xo 2:2 \xo*\xt Зәб. 79:13-14; Йәш. 10:12\xt*\x* \m \v 3 \add Битчит қилғучиниң\add* палванлириниң қалқанлири қизил боялди, \m Униң батурлири пәрәңдә кийгүзүлди; \m Тәйярлиқ күнидә, җәң һарвулири полатниң җуласида ялтирап кетиду, \m Нәйзиләр ойнитилиду;\f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «Битчит қилғучиниң палванлириниң қалқанлири қизил боялди»\+bd* — «қалқанлири қизил боялди» мүмкинчилиги барки, Асурийә ләшкәрлири җәңгә тәйяранғинида қалқанлирини қизил рәңдә бояп қоятти.\ft*\f* \m \v 4 Җәң һарвулири кочиларда гүлдүрлишип чепишиватиду; \m Кәң йолларда бир-биригә соқулиду; \m Уларниң қияпити мәшъәлләрдәк болиду, \m Улар чақмақлардәк жүгүрүшиду. \m \v 5 \add Сәрдар\add* әмирлиригә әмир чүшүриду; \m Улар жүрүш қилғинида алдириғинидин бир-биригә путлишип маңиду; \m Нинәвәниң сепилиға қарап алдирайду, \m \add Башлириға\add* болса «муһасирә қалқини» тәйярлиниду.\f □ \fr 2:5 \fr*\ft \+bd «Сәрдар әмирлиригә әмир чүшүриду»\+bd* — «сәрдар» ибраний тилида «у» дейилиду. Бизниңчә дүшмәнләрниң сәрдарини көрситиду (1-айәтни көрүң). \ft*\fp Бәзи алимлар «у» Асурийә падишани көрситиду, дәп қарайду. Ундақ болғанда, айәт Асурийәликләрниң җиддий мудапиә тәйярлиғи қиливатқинини көрситиду. \fp*\fp \+bd «Башлириға болса «муһасирә қалқини» тәйярлиниду»\+bd* — «муһасирә қалқини» — әскәрләр сепилға һуҗум қилип өрүмәкчи болғанда, башлирини қоғдаш үчүн баш үстигә чоң бир қалқандәк нәрсини көтирип жүрәтти. Башқа бир хил тәрҗимиси: «қалқанлиқ потәй».\fp*\f* \m \v 6 «Дәрияларниң дәрвазилири» ечилиду, \m \add Падишаһниң\add* ордиси ерип кетиду.\f □ \fr 2:6 \fr*\ft \+bd ««Дәрияларниң дәрвазилири» ечилиду, падишаниң ордиси ерип кетиду»\+bd* — «дәрияларниң дәрвазилири» дегәнлик немә мәнаси? Тигрис дәриясиниң тармақ-ериқлири Нинәвә шәһиридин өтәтти. Дәриялар сепилдин өткән җайларда кемиләрни өткүзүш-өткүзмәслик үчүн һәм башқа җайларда су еқимлирини тизгинләш үчүн дәрваза-тақақлар бекитилгән еди. Дәл Нинәвә шәһири муһасиригә елинған чағда дәрия тешип, униң ташқи сепилиниң 3 километрлиқ қисмини еқитип кәткән. Шуниң билән Бабил қошуни бөсүп кирип, андин ички сепилға һуҗум қилишқа киришти. \ft*\fp «Падишаһниң ордиси ерип кетиду» — Бәлким падиша һәм ордидикиләрниң жүриги қорқунучтин ерип кәткәнлигини көрситиду. Падиша барлиқ байлиқлирини йоған бир гүлхан қилип, өзи вә кенизәклирини гулханниң үстидә көйдүрүвалди. \fp*\fp Бәзи алимлар бу сөзни җисманий тәрәптин: «орда (дәрия еқими билән) еқип кетиду» дәп чүшиниду.\fp*\f* \m \v 7 Хуззабниң болса уятлири ечилиду — \m \add Дүшмән\add* тәрипидин ялап епкетилиду, \m Дедәклири худди пахтәкләрниң садасидәк аһ-уһ тартип, \m Мәйдилирини уруп кетиду.\f □ \fr 2:7 \fr*\ft \+bd «Хуззабниң болса уятлири ечилиду»\+bd* — «Хуззаб» болса бәлким Нинәвә ханишиниң исми (бу исим уларниң бир аял бутиниң исми, йәни «иштар» дегән исим билән мунасивәтлик). Падиша өзини көйдүривалғини билән ханиш өзи тирик қелип рәсва қилинип, дедәклири билән қуллуққа әвәтилиду. Бәзи алимларниң башқа бир хил тәрҗимиси бар — «Мана бу шундақ бекитилгәндур, — униң (Нинәвә шәһириниң) уятлири ечилиду...».\ft*\f* \m \v 8 Нинәвә апиридә болғандин бери көл сүйидәк \add тинч\add* болуп кәлди, \m Бирақ улар һазир қечип кетиду... \m Әй тохта! Әй тохта! \m — Бирақ һеч ким кәйнигә қаримайду.\f □ \fr 2:8 \fr*\ft \+bd «Нинәвә апиридә болғандин бери көл сүйидәк тинич болуп кәлди, бирақ улар һазир қечип кетиду...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси «Нинәвә бир көл сүйидәктур, бирақ һазир сулири йоқап кетиду...».\ft*\f* \m \v 9 Күмүчләрни буливелиңлар, алтунларни буливелиңлар; \m Чүнки униң шәвкәтлик ғәзнисидики қиммәт қача-қучилириниң сани йоқтур. \m \v 10 У қуруқдалған, вәйран қилинған, бәрбат болған! \m Жүриги ерип кетиду, \m Тизлири бир-биригә җалақлап тәгмәктә; \m Бәллири толғақ тутқандәк толғиниду, \m Барлиқ йүзләр татирип кетиду.\x + \xo 2:10 \xo*\xt Қан. 1:28; 20:8; Йә. 2:11; 5:1; 7:5; Йәш. 13:7, 8; 21:3; Әз. 21:12.\xt*\x* \m \v 11 Қени, ширларниң угиси? \m Яш ширлар озуқлинидиған җай, \m Шир, чиши шир, шир арслини һеч кимдин қорқмай жүргән җай қени?\f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «Қени, ширларниң угиси? Яш ширлар озуқлинидиған җай, шир, чиши шир, шир арслини һеч кимдин қорқмай жүргән җай қени?»\+bd* — шир Асурийә империйәсиниң символи еди.\ft*\f* \m \v 12 Шир өз асланлирини қандурушқа овларни титма-титма қилған еди, \m Чиши ширлири үчүн овларни боққан еди; \m Өңкүрлирини ов билән, угилирини олҗа билән тошқузған еди. \m \v 13 Мана, Мән саңа қаршимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; \m Мән сениң җәң һарвулириңни ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән; \m Қилич яш ширлириңни йәватиду, \m Оваңни йәр йүзидин елип ташлаймән; \m Әлчилириңниң авазлири қайта һеч аңланмайду.\f □ \fr 2:13 \fr*\ft \+bd «Мән сениң җәң һарвулириңни ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән»\+bd* — ибраний тилида «Мән униң җәң һарвулирини ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән».\ft*\f* \b \b \m \c 3 \s1 Нинәвәниң һалак болушидики сәвәпләр \m \v 1 Қанлиқ шәһәргә вай! \m У ялғанчилиқ, зулум-зораванлиқ билән толған, \m У олҗа елиштин һеч қол үзгән әмәс!\f □ \fr 3:1 \fr*\ft \+bd «Қанлиқ шәһәргә вай!»\+bd* — «қанлиқ шәһәр» Нинәвә шәһирини көрситиду, әлвәттә; 1-3-айәтләрдә, бөсүп киргән қошунлири, шундақла уларниң қирғинчилиғи тәсвирлиниду.\ft*\f* \m \v 2 Аһ, қамчиниң қарсилдашлири! \m Чақлириниң дақаңшиватқан, \m Атларниң чапчиватқан, \m Пиңилдап кетиватқан җәң һарвулириниң садалири! \m \v 3 Қара, атлиқ ләшкәрләрниң қаңқишлири, \m Қиличларниң валилдашлири, \m Нәйзиләрниң палилдашлири, \m Өлтүрүлгәнләрниң көплүги, \m Өлүкләр дога-дога! \m Җәсәтләрниң сани йоқтур; \m Улар җәсәтләргә путлишиду. \m \v 4 — Сеһирләрниң пири у, \m — Әлләрни паһишивазлиғи, \m Җәмәтләрни сеһирлири билән сетиветиду; \m Сән шеринсухән паһишиниң нурғун паһишиликлири түпәйлидин,\f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «Сеһирләрниң пири у»\+bd* — «у» бу йәрдә Нинәвә шәһирини көрситиду. \+bd «у... әлләрни паһишивазлиғи, җәмәтләрни сеһирлири билән сетиветиду; сән шеринсухән паһишиниң нурғун паһишиликлири түпәйлидин,...»\+bd* — Нинәвәдикиләр рәһимсизлик, зораванлиқтин һәвәс алған болупла қалмай, йәнә көп әлләргә көп җадугәрлик һәм хурапатлиқ өрп-адәтлирини һәм өзлириниң паскина бутпәрәслигини тарқатқан еди.\ft*\f* \m \v 5 Мана, Мән саңа қаршилишип чиққанмән, — \m — дәйду самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, \m Көңлигиңниң етигини қайрип йүзүңгә йепип, сени ашкарилаймән, \m Әлләргә уят йәрлириңни, \m Падишаһлиқларға номусуңни көрситимән. \m \v 6 Үстүңгә ниҗасәтни ташлаймән, \m Сени шәрмәндичиликтә қалдуримән, \m Сени рәсва қилимән. \m \v 7 Вә шундақ болидуки, \m Сени көргәнләрниң һәммиси сәндин қечип: — \m «Нинәвә вәйран қилинди! Униң үчүн ким һаза тутиду?» — дәйду; \m Мән саңа тәсәлли бәргүчиләрни нәдин тепип беримән?\f □ \fr 3:7 \fr*\ft \+bd «Мән саңа тәсәлли бәргүчиләрни нәдин тепип беримән?»\+bd* — Наһум пәйғәмбәр мошу йәрдә сөз ойини қилип өзиниң исми («тәсәлли бәргүчи» дегән мәнидә) үстидә кинайилик, һәҗвий гәп қилиду. У өзиниң Йәһуда хәлқигә бешарәтлири билән тәсәлли бәргән еди. Бирақ «Нинәвә шәһири үчүн «Наһум»лар нәдин тепилиду?».\ft*\f* \m \v 8 Сән дәрияларниң оттурисида турған, \m Әтрапида сулар болған, \m Истиһками деңиз болған, \m Сепили деңиз болған Но-Амон шәһиридин әвзәлмусән? \m \v 9 Ефиопийәму, Мисирму униң күч-қудрити еди, \m Уларниң күчи чәксиз еди; \m Пут һәм Ливийәликләр униңға ярдәмчи еди;\f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «Пут һәм Ливийәликләр униңға ярдәмчи еди»\+bd* — «Пут» дегән жут һазирқи Сомалийә. «Ливийә», йәни «Либя»ниң қедимки исми «Куш».\ft*\f* \m \v 10 Уму елип кетилип, әсирликкә чүшкән; \m Барлиқ коча бешида бовақлири чөрүп ташливетилди; \m Улар униң мөтивәрлири үчүн чәк ташлиди, \m Униң барлиқ әрбаблири зәнҗирдә бағланған еди.\f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Уму (Но-Амонму, 8-айәтни көрүң) елип кетилип, әсирликкә чүшкән; барлиқ коча бешида бовақлири чөрүп ташливетилди,....»\+bd* — Мисирдики чоң шәһәр «Но-Амон» интайин мустәһкәм, һәтта Асурийә шәһиридин техиму «йеңилмәс» еди. У Нил (деңиздәк кәң болған) дәриясиниң төрт еқими арисиға җайлашқан болуп, 20000 җәң һарвуси, 100 дәрвазилиқ зор егиз сепили бар, төрт мәмликәт билән иттипақдаш еди. Шуңа у «йеңилмәс бир шәһәр» дәп һесапланған. Бирақ у Асурийә падишаси Ашурбанипал тәрипидин миладийәдин илгәрки 665-жили рәһимсизлик билән битчит қилинди.\ft*\f* \m \v 11 Сәнму мәс болисән; \m Сән мөкүнүвалисән; \m Сән дүшмәндин һимайә издәп жүрисән;\f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «Сәнму мәс болисән; сән мөкүнүвалисән,...»\+bd* — «сән\+bd му\+bd* мәс болисән» — тарихта көп күчлүк шәһәрләр өзидә турғучиларниң бехәстилик қилиши вә өзлиридин мәғрурлинип һарақ ичип мәс болуши билән, дүшмәнләр бөсүп киргән. Но-Амонниң әһвалиму бәлким шундақ болған, Нинәвәниң ақивити җәзмән шундақ болиду.\ft*\f* \m \v 12 Сениң барлиқ истиһкамлириң худди тунҗа мевигә киргән әнҗир дәриғиниң әнҗирлиригә охшайду; \m Бирла силкисә, улар йегүчиниң ағзиға чүшиду. \m \v 13 Мана, хәлқиң шәһириңдә қиз-аяллардәк болуп қалди; \m Зиминиңниң қовуқлири дүшмәнлириңгә кәң ичилиду; \m От төмүр тақақлириңни йәп кетиду.\f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «хәлқиң шәһириңдә қиз-аяллардәк болуп қалди»\+bd* — бу икки бислиқ гәп. Биринчидин Нинәвә шәһиридики көп әрләр шу дәвирдики падишаси Сардонополисқа әгишип бәччиваз болуп кәтти. Сардонополис өзи аялчә кийинип жүрәтти. Бу ишлар Худа алдида өзлиригә җаза елип келидиған еғир гуна еди. Иккинчидин, җәңгә кәлгәндә, Асурийә хәлқи қиз-аяллардәк қорқуп кетип қачидиғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \m \v 14 Әнди муһасиригә тәйярлиқ қилип су тартип қой! \m Қорғанлириңни мустәһкәмлә! \m Сеғиз топидин лай етип, \m Һак лайни чәйләп қой! \m Хумданни раслап қой! \m \v 15 От сени шу йәрдә йәп кетиду; \m Қилич сени үзүп ташлайду; \m У сени чекәткә личинкисидәк йәватиду; \m Әнди өзүңни чекәткә личинкилиридәк көп қил, \m Чекәткидәк өзүңни зор көп қил! \m \v 16 Сән содигәрлириңни асмандики юлтузлардин көп қилдиң; \m Мана, чекәткә личинкиси қанат чиқирип, учуп кетиду!\f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «чекәткә личинкиси қанат чиқирип, учуп кетиду!»\+bd* — «чекәткә личинкиси ... учуп кетиду» дегәнниң мәнаси бәлким Нинәвәниң көп содигәрлири бешиға еғир күн чүшкәндә униңға һеч ярдәм бәрмәй, «бекар тәләп» чекәткидәк қечип кетиду; 17-айәтниму көрүң.\ft*\f* \m \v 17 Сениң әрбаблириң чекәткиләрдәк, \m Сәрдарлириң миҗир-миҗир чақчиқизлардәк болиду; \m Мана улар соғ күнидә читлар ичигә киривелип макан қилиду; \m Қуяш чиққанда, улар қечип кетиду, \m Барған йерини тапқили болмайду.\f □ \fr 3:17 \fr*\ft \+bd «Сениң әрбаблириң чекәткиләрдәк, сәрдарлириң миҗир-миҗир чақчиқизлардәк болиду; мана улар соғ күнидә читлар ичигә киривелип макан қилиду»\+bd* — чекәткиләр соғ вақитларда «тоңлап қетип қалиду», һеч мидирлимас болуп қалиду. Асурийәниң әскәрлири охшашла җәңгә киргәндә һеч һәрикәт қилмай, бәлким қорқунучтин «қетип қалиду». Андин улар қечип «учуп кетиду».\ft*\f* \m \v 18 Чопанлириң үгдәп қалди, и Асурийәниң падишаси; \m Сениң ақсүнәклириң җим ятиду; \m Хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, \m Һеч ким уларни жиғмайду;\f □ \fr 3:18 \fr*\ft \+bd «Чопанлириң үгдәп қалди, и Асурийәниң падишаси.... хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, һеч ким уларни жиғмайду...»\+bd* — «чопанлириң» йәни «хәлиқ падичилириң», «хәлиқ баққучилириң» бәлким мәмликәтниң бехәтәрлигигә мәсъул болғанларни, йәни падишаниң ордисидики вәзир-вузралирини көрситиду. Һеч ким тарқилип кәткән Асурийә хәлқидин хәвәр елип уларни жиғмайду, бақмайду. \ft*\fp \+bd «Хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, һеч ким уларни жиғмайду...»\+bd* — Асурийә хәлқи тарқитилғандин кейин һәргиз қайтидин бир әл-жут болмиған.\fp*\f* \m \v 19 Сениң яраң давасиз, \m Сениң зәхмиң еғирдур; \m Хәвириңни аңлиғанларниң һәммиси үстүңдин чавак чалиду; \m Чүнки тохтавсиз рәзиллигиң кимниң бешиға кәлмигәнду?