\id MRK \ide UTF-8 \h Маркус \toc1 Маркус \toc2 Маркус \toc3 Мар. \mt1 Маркус \c 1 \s1 «Маркус баян қилған хуш хәвәр» •••• Чөмүлдүргүчи Йәһяниң тәлим бериши \r Мат. 3:1-12; Луқа 3:1-9, 15-17; Юһ. 1:19-28 \m \v 1 Худаниң оғли Әйса Мәсиһниң хуш хәвириниң башлиниши: \f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Әйса Мәсиһниң хуш хәвири»\+bd* — өзи елип кәлгән, өзи тоғрилиқ хуш хәвәрдур. \+bd «хуш хәвириниң башлиниши»\+bd* — Маркус Әйса Мәсиһ тоғрилиқ бу хуш хәвәрниң өзи Худа аләмни яратқинидәк йеңи бир башлиниш кәлди, дәп көрсәтмәкчи болуши мүмкин («Яр.» 1:1).\ft*\f* \v 2 Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида хатириләнгәндәк: — \b \m «Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән. \m У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду.\f □ \fr 1:2 \fr*\ft \+bd «Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән. У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду»\+bd* — сөзлигүчи Худа Өзи, әлвәттә. Мошу сөзләр авал «Мис.» 23:20 һәм «Мал.» 3:1дә көрүниду.\ft*\f* \x + \xo 1:2 \xo*\xt Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мат. 11:10; Луқа 7:27.\xt*\x* \m \v 3 Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! \m У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, \m Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!» — дәйду».\f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!»\+bd* — «Йәш.» 40:3.\ft*\f* \x + \xo 1:3 \xo*\xt Йәш. 40:3; Мат. 3:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.\xt*\x* \b \m \v 4 Кишиләрни чөмүлдүрүш елип баридиған Йәһя \add пәйғәмбәр\add* чөл-баяванда пәйда болуп, гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған \add суға\add* «чөмүлдүрүш»ни җакалашқа башлиди.\f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «Йәһя чөл-баяванда пәйда болуп...»\+bd* — әрәбчә «Йәһя» дегән исим ибраний тилида вә грек тилида учрайдиған «Юһанна» дегән исимдур; мәнаси, «Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқити»дур. \+bd ««гуналарға кәчәрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған «чөмүлдүрүш»»\+bd* — «чөмүлдүрүш» болса, суға чөмүлдүрүшни көрситиду. Башқичә ейтқанда, «яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн суға чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду!» — Дегәндәк.\ft*\f* \x + \xo 1:4 \xo*\xt Мат. 3:1; Луқа 3:3; Юһ. 3:23.\xt*\x* \m \v 5 Пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләр вә пүткүл Йерусалим шәһиридикиләр униң алдиға чиқип, гуналирини иқрар қилиши билән униң тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди.\x + \xo 1:5 \xo*\xt Мат. 3:5; Луқа 3:7.\xt*\x* \v 6 Йәһя болса төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди; йемәклиги чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди.\x + \xo 1:6 \xo*\xt 2Пад. 1:8; Лав. 11:22; Мат. 3:4.\xt*\x* \v 7 У мундақ дәп җакалайтти: \m — Мәндин қудрәтлик болған бири мәндин кейин келиду. Мән һәтта еңишип кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!\x + \xo 1:7 \xo*\xt Мат. 3:11; Луқа 3:16; Юһ. 1:27.\xt*\x* \v 8 Мән силәрни суғила чөмүлдүримән, лекин у силәрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүриду.\x + \xo 1:8 \xo*\xt Йәш. 44:3; Йо. 2:28,29; Мат. 3:11; Рос. 1:5; 2:4; 11:15,16; 19:4.\xt*\x* \b \m \s1 Мәсиһниң чөмүлдүрүлүши вә синилиши \r Мат. 3:13-17; Луқа 3:21-22 \m \v 9 Шу күнләрдә шундақ болдики, Әйса Галилийә өлкисиниң Насарәт шәһиридин келип, Йәһя тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди. \v 10 У судин чиққандила, асманларниң йерилип, Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди. \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди»\+bd* — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. \+bd «кәптәр қияпитидә»\+bd* — яки «пахтәк қияпитидә». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:10 \xo*\xt Мат. 3:16; Луқа 3:21; Юһ. 1:32.\xt*\x* \v 11 Шуниң билән асманлардин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.\x + \xo 1:11 \xo*\xt Зәб. 2:7; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.\xt*\x* \m \v 12 Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди. \f □ \fr 1:12 \fr*\ft \+bd «Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. \+bd «....Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди»\+bd* — грек тилида «...Роһ дәрһал уни чөл-баяванға иштирип чиқарди» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 1:12 \xo*\xt Мат. 4:1; Луқа 4:1.\xt*\x* \v 13 У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти. У шу йәрдә явайи һайванлар билән биллә еди; шу күнләрдә пәриштиләр униң хизмитини қилди.\f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти»\+bd* — бу айәткә қариғанда, у чөл-баяванда қириқ күн турғанда, Шәйтанниң синақлири тохтимай давамлаштурулған еди. «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән синақлар бу қириқ күнниң ахирида кәлгән болуп, синақлар әвҗигә чиққан еди.\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң төрт белиқчини чақириши \r Мат. 4:12-22; Луқа 4:14-15; 5:1-11 \m \v 14-15 Әнди Йәһя соланғандин кейин, Әйса Галилийә өлкисигә берип: «Вақит-саити тошти, Худаниң падишалиғи йеқинлашти! Товва қилиңлар, хуш хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалашқа башлиди.\f □ \fr 1:14-15 \fr*\ft \+bd «Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири»\+bd* — яки «Худаниң хуш хәвири».\ft*\f* \x + \xo 1:14-15 \xo*\xt Мат. 4:12; Луқа 4:14; Юһ. 4:43.\xt*\x* \m \v 16 \add Шу күнләрдә\add* у Галилийә деңизи бойида кетиветип, Симон билән иниси Андриясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти.\f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти»\+bd* — мошу хил тор адәттә кеминиң кәйнидин тартилатти.\ft*\f* \x + \xo 1:16 \xo*\xt Мат. 4:18.\xt*\x* \v 17 Әйса уларға: \m — Мениң кәйнимдин меңиңлар, мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди. \f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!»\+bd* — «адәмни тутқучи» мошу йәрдә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:17 \xo*\xt Йәр. 16:16; Әз. 47:10.\xt*\x* \v 18 Улар шуан торлирини ташлап, униңға әгишип маңди. \x + \xo 1:18 \xo*\xt Мат. 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28.\xt*\x* \v 19 У шу йәрдин бир аз өтүп Зәбәдийниң оғли Яқупни иниси Юһанна билән көрди. Бу иккиси кемидә туруп торлирини оңшавататти. \x + \xo 1:19 \xo*\xt Мат. 4:21.\xt*\x* \v 20 У шуан уларниму чақирди. Улар атиси Зәбәдийни мәдикарлар билән биллә кемидә қалдуруп, өзлири униң билән маңди. \b \m \s1 Әйсаниң җин чаплашқан адәмни азат қилиши \r Луқа 4:31-37 \m \v 21 Улар КәпәрНаһум шәһиригә кирди. Шабат күни у удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди. \f □ \fr 1:21 \fr*\ft \+bd «У удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди»\+bd* — «синагог»лар — Йәһудийларниң ибабәт қилишқа жиғилидиған җайлири. «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:21 \xo*\xt Мат. 4:13; Луқа 4:31.\xt*\x* \v 22 Халайиқ униң тәлимигә һәйрануһәс болушти. Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.\x + \xo 1:22 \xo*\xt Мат. 7:28; Луқа 4:32.\xt*\x* \m \v 23 Синагогта напак роһ чаплашқан бир адәм бар еди. У:\f □ \fr 1:23 \fr*\ft \+bd «напак роһ»\+bd* — җинни көрситиду, әлвәттә. Амма бундақ ибарә җинларниң әйни напаклиғини тәкитләйду.\ft*\f* \x + \xo 1:23 \xo*\xt Луқа 4:33.\xt*\x* \m \v 24 — И Насарәтлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Сән бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, сән Худаниң Муқәддәс болғучисисән! — дәп товлайтти. \m \v 25 Лекин Әйса \add җинға\add* тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм, бу адәмдин чиқ! — деди. \m \v 26 Напак роһ һелиқи адәмниң тенини тартиштуруп, қаттиқ вақириғиничә униңдин чиқип кәтти. \m \v 27 Халайиқ һәммиси буниңдин интайин һәйран болуп, өз ара ғул-ғула қилишип: \m — Бу қандақ иш? Йеңи бир тәлимғу! Чүнки у һоқуқ билән һәтта напак роһларғиму буйруқ қилалайдикән, уларму униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти. \v 28 Буниңдин униң шөһрити шу һаман пүтүн Галилийә өлкисиниң әтрапиға пур кәтти. \b \m \s1 Әйсаниң Симонниң өйидә бемарларни сақайтиши \r Мат. 8:14-17; Луқа 4:38-41 \m \v 29 Улар синагогдин чиқипла, Яқуп вә Юһанна билән Симон вә Андриясниң өйигә барди. \x + \xo 1:29 \xo*\xt Мат. 8:14; Луқа 4:38.\xt*\x* \v 30 Амма Симонниң қейинаниси қизитма ичидә йетип қалған еди. Улар дәрһал униң әһвалини \add Әйсаға\add* ейтти. \v 31 У аялниң қешиға берип, қолидин тутуп, йөләп өрә турғузди. Униң қизитмиси дәрһал янди вә у уларни күтүшкә киришти. \m \v 32 Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти. \f □ \fr 1:32 \fr*\ft \+bd «Қәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти»\+bd* — шу күни «шабат күни» (дәм елиш күни) болуп, хәлиқ бемарларни Әйсаниң алдиға көтирип апириш үчүн кәчқурунғичә күткән еди. Ибранийларға нисбәтән «йеңи бир күн» кәчқурунда башлиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:32 \xo*\xt Мат. 8:16; Луқа 4:40.\xt*\x* \v 33 Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди. \v 34 Шуниң билән у һәр түрлүк кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун җинларни кишиләрдин һайдивәтти. Лекин у җинларниң гәп қилишқа йол қоймиди, чүнки улар униң ким екәнлигини билишәтти. \b \m \s1 Дуа қилиш, тәлим бериш \r Луқа 4:42-44 \m \v 35 Әтиси әтигән таң техи атмастинла, у орнидин туруп, \add шәһәрдин\add* чиқип, хилвәт бир җайға берип дуа-тилавәт қилди. \x + \xo 1:35 \xo*\xt Мат. 14:23; Луқа 4:42.\xt*\x* \v 36 Симон билән униң һәмраһлири уни издәп чиқти. \v 37 Уни тапқанда: \m — Һәммә адәм сени издишиватиду! — дейишти. \v 38 У уларға: \m — Башқа йәрләргә, әтраптики йезиларғиму сөз-каламни җакалишим үчүн барайли. Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим, — деди. \f □ \fr 1:38 \fr*\ft \+bd «Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим»\+bd* — грек тилида «чүнки мән дәл мошу иш үчүн чиқишим».\ft*\f* \x + \xo 1:38 \xo*\xt Йәш. 61:1; Луқа 4:18;43.\xt*\x* \v 39 Шундақ қилип, у пүткүл Галилийә өлкисини айлинип, синагоглирида сөз-каламни җакалайтти һәмдә җинларни кишиләрдин һайдиветәтти. \b \m \s1 Әйсаниң мохо кесәлни сақайтиши \r Мат. 8:1-4; Луқа 5:12-16 \m \v 40 Мохо кесили бар бир киши униң алдиға келип йелинип, тизлинип туруп: \m — Әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — дәп өтүнди.\f □ \fr 1:40 \fr*\ft \+bd «мохо кесили бар бир киши»\+bd* — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти.\ft*\f* \x + \xo 1:40 \xo*\xt Мат. 8:2; Луқа 5:12.\xt*\x* \m \v 41 Әйса ичи ағриғач қолини созуп униңға тәккүзүп туруп: \m — Халаймән, пак қилинғин! — девиди, \v 42 шу сөз биләнла мохо кесили дәрһал бемардин кетип, у пак қилинди. \v 43 У униңға: \m — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип \add мәсъул\add* каһинға өзүңни көрситип, каһинларда гувалиқ болуш үчүн, Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған \add қурбанлиқларни\add* сунғин, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди.\f □ \fr 1:43 \fr*\ft \+bd «Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған қурбанлиқларни сунғин»\+bd* — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип, андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқларни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә, бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14-бапни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:43 \xo*\xt Лав. 13:2; 14:1.\xt*\x* \m \v 45 Бирақ у адәм чиқип, бу ишни көп йәрләрдә җар селип, кәң йейивәтти. Шуниң билән Әйса һеч қандақ шәһәргә очуқ-ашкарә кирәлмәй, бәлки шәһәрләр сиртидики хилвәт җайларда турушқа мәҗбур болди; халайиқ һәр тәрәптин униң йениға топлишатти. \b \b \m \c 2 \s1 Әйсаниң паләч адәмни сақайтиши \r Мат. 9:1-8; Луқа 5:17-26 \m \v 1 Бир нәччә күндин кейин у қайтидин Кәпәрнаһумға кирди. У өйдикән, дегән хәвәр тарқиливиди,\x + \xo 2:1 \xo*\xt Мат. 9:1; Луқа 5:17.\xt*\x* \v 2 шунчә көп адәм у йәргә жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут дәссигидәк йәр қалмиған еди. У уларға сөз-калам йәткүзүвататти. \v 3 Мана шу әснада, бир нәччә адәм униң алдиға бир паләчни елип кәлди; уни улардин төрти көтирип әкәлгән еди.\x + \xo 2:3 \xo*\xt Мат. 9:1; Луқа 5:18.\xt*\x* \v 4 Адәмниң көплүгидин униңға йеқинлишалмай, улар униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин паләчни зәмбил билән \add Әйсаниң алдиға\add* чүшүрди.\f □ \fr 2:4 \fr*\ft \+bd «униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин...»\+bd* — авал өгүзниң каһишлирини елиши керәк еди.\ft*\f* \v 5 Әнди Әйса уларниң ишәшини көрүп паләчкә: \m — Балам, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди. \m \v 6 Лекин у йәрдә олтарған бәзи Тәврат устазлири көңлидә гуманий соалларни қоюп: \v 7 «Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? У күпүрлүк қиливатидиғу! Худадин башқа кимму гуналарни кәчүрүм қилалисун?» дейишти.\x + \xo 2:7 \xo*\xt Зәб. 31:5; 50:4-6; Йәш. 43:25.\xt*\x* \m \v 8 Әйса шуан роһида уларниң көңүллиридә шундақ гуманий соалларни қоюватқанлиғини билип йетип, уларға мундақ деди: \m — Силәр көңүлдә немишкә шундақ соалларни қойисиләр? \v 9 Мошу паләчкә: «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму, яки «Орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп маң!» дейиш асанму? \v 10 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә: \m \v 11 — Саңа ейтайки, орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — деди. \v 12 У дәрһал орнидин дәс туруп, зәмбил-көрписини жиғиштурди вә һәммәйләнниң көз алдида \add өйдин\add* чиқип кәтти. Һәммәйлән қаттиқ һәйран қелип Худани улуқлишип: \m — Мошундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти. \b \m \s1 Әйсаниң Лавийни мухлислиққа чақириши — «гунакарлар» билән һәмдәстихан олтириши \r Мат. 9:9-13; Луқа 5:27-32 \m \v 13 У йәнә деңиз бойиға қарап маңди. Кишиләр топи униң әтрапиға олишивалди. У уларға тәлим бәрди.\x + \xo 2:13 \xo*\xt Мат. 9:9; Луқа 5:27.\xt*\x* \m \v 14 У йолдин өтүп кетиватқанда, баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавийни көрүп, униңға: \m — Маңа әгәшкин, — деди. У орнидин туруп, униңға әгәшти.\f □ \fr 2:14 \fr*\ft \+bd «баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавий...»\+bd* — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.\ft*\f* \m \v 15 Вә шундақ болдики, у \add Лавийниң\add* өйидә дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди. Бундақ кишиләр хелә көп еди, уларму униңға әгәшкән еди. \f □ \fr 2:15 \fr*\ft \+bd «дәстиханда олтарғанда»\+bd* — грек тилида «дәстиханда ятқанда» билән ипадилиниду. Шу чағларда кишиләр дәстихан селинған ширә әтрапида янпашлап ятқан һалда ғизалинишатти. \+bd «нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди»\+bd* — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар. \+bd «гунакарлар»\+bd* — Тәврат-инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.\ft*\f* \v 16 Әнди Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униң гунакарлар вә баҗгирлар билән бир дәстиханда олтарғанлиғини көрүп, мухлислириға: \m — У немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — дейишти. \f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр...»\+bd* — «Пәрисийләр» қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \v 17 Буни аңлиған Әйса уларға: \m — Сағлам адәм әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур. Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, — деди.\f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим»\+bd* — мошу муһим сөзидә «гунакарлар» дегини, өзлириниң гунакар екәнлигини тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» Пәрисийләрдәк өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ шундақ кишиләрни чақиралмайтти.\ft*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt Мат. 9:13; 21:31; Луқа 5:32; 19:10; 1Тим. 1:15.\xt*\x* \b \m \s1 Йеңи конидин әвзәлдур \r Мат. 9:14-17; Луқа 5:33-39 \m \v 18 Әнди Йәһяниң мухлислири билән Пәрисийләр роза тутувататти. Бәзиләр униң алдиға келип: \m — Немишкә Йәһяниң мухлислири вә Пәрисийләрниң мухлислири роза тутиду, лекин сениң мухлислириң тутмайду? — дәп сорашти.\x + \xo 2:18 \xo*\xt Мат. 9:14; Луқа 5:33.\xt*\x* \m \v 19 Әйса җававән мундақ деди: \m — Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтарған чағда, меһманлири роза тутуп олтарса қандақ болиду!? Тойи болуватқан жигит тойда болсила, улар һеч қандақ роза туталмайду. \f □ \fr 2:19 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit той\+bdit* меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 2:19 \xo*\xt Йәш. 62:5; 2Кор. 11:2.\xt*\x* \v 20 Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.\f □ \fr 2:20 \fr*\ft \+bd «жигит меһманлардин елип кетилиду»\+bd* — бу сөзләр Әйсаниң өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғини көрситидиған бешарәт.\ft*\f* \m \v 21 Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ \add киришип\add*, кона кийимни тартиштуруп житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду. \f □ \fr 2:21 \fr*\ft \+bd «Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду»\+bd* — йеңи рәхт киришип кетиду, әлвәттә.\ft*\f* \v 22 Һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң \add ечиши билән\add* тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниши керәк.\x + \xo 2:22 \xo*\xt Мат. 9:17.\xt*\x* \b \m \s1 Инсаноғли «Шабат күниниң Егиси»дур •••• 23-айәттики изаһатни көрүң \r Мат. 12:1-8; Луқа 6:1-5 \m \v 23 Бир шабат күни шундақ болдики, у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири йолда меңиватқанда башақларни үзүшкә башлиди. \f □ \fr 2:23 \fr*\ft \+bd «Бир шабат күни шундақ болдики, ...»\+bd* — «шабат күни» (дәм елиш күни) тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Бу шәнбә күни, Тәврат календари бойичә һәптиниң йәттинчи күни болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр бир инсан вә мал-чарвиларму шу күни һәр қандақ иш-хизмәт қилмай, дәм елиши керәк еди.\ft*\f* \x + \xo 2:23 \xo*\xt Қан. 23:24; Мат. 12:1; Луқа 6:1.\xt*\x* \v 24 Пәрисийләр униңға: \m — Қара, улар немишкә шабат күни \add Тәвратта\add* чәкләнгән ишни қилиду? — дейишти.\f □ \fr 2:24 \fr*\ft \+bd «Тәвратта чәкләнгән иш»\+bd* — Тәврат қанунида чәкләнгән, демәкчи. Тәврат қануни бойичә дәм елиш күни «хаман тепиш» «хизмәт» дәп қарилип, қанунға хилаплиқ иш дәп һесаплиниши керәк еди, әлвәттә. Пәрисийләр мухлисларниң данларни йейиш үчүн ақлишини «хаман тәпкәнлик» дәп қариған. Әнди башақларни үзүп йейиш зираәтләргә оғақ селиш билән охшашму яки охшаш әмәсму, буниңға оқурмәнләр Мәсиһниң җававини оқуп өзи бир немә десун! «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә мошу иш тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:24 \xo*\xt Мис. 20:10.\xt*\x* \m \v 25 У уларға: \m — \add Падишаһ\add* Давутниң өзи вә һәмраһлири һаҗәтмән болғанда, йәни ач қалғанда немә қилғанлиғини \add муқәддәс язмилардин\add* оқумиғанмусиләр? \f □ \fr 2:25 \fr*\ft \+bd «Давутниң... ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?»\+bd* — «оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқиплиридин сорайдиған соал шәкли еди.\ft*\f* \x + \xo 2:25 \xo*\xt 1Сам. 21:6.\xt*\x* \v 26 — Демәк, Абиятар баш каһин болған вақтида, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни \add сорап\add* йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән? — деди.\f □ \fr 2:26 \fr*\ft \+bd «Абиятар баш каһин болған вақтида»\+bd* — «1Сам.» 21:1-7 бойичә, Абиятар рәсмий баш каһин болмиған. Лекин Инҗил дәвридики әһвалға охшаш, икки адәм башқа-башқа йәрдә болса иккиси шу рольда болуши мүмкин (Мәсиһ йәр йүзидә хизмәт қилған мәзгилдә Қаяфа исимлиқ һәм Аннас исимлиқ икки адәм охшаш бир вақитта «баш каһин» еди). \+bd « \+bd*\+bdit Давут\+bdit* Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни сорап йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән?» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.\ft*\f* \x + \xo 2:26 \xo*\xt Лав. 24:9.\xt*\x* \m \v 27 У уларға йәнә: \m — Инсан шабат күни үчүн әмәс, шабат күни инсан үчүн яритилди. \v 28 Шуниң үчүн, Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.\f □ \fr 2:28 \fr*\ft \+bd «Инсаноғли»\+bd* — Мәсиһниң өзини көрситиду. Бу ибарә тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:28 \xo*\xt Мат. 12:8; Луқа 6:5.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \s1 Қоли қуруп кәткән бемарниң сақайтилиши \r Мат. 12:9-14; Луқа 6:6-11 \m \v 1 У йәнә синагогқа кирди. Шу йәрдә бир қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.\x + \xo 3:1 \xo*\xt Мат. 12:9; Луқа 6:6.\xt*\x* \v 2 \add Пәрисийләр\add* Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти.\f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Пәрисийләр\+bdit* Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду.\ft*\f* \v 3 Әйса қоли йигиләп кәткән адәмгә: \m — Орнуңдин туруп, оттуриға чиққин! — деди. \m \v 4 Андин, синагогдикиләрдин: \m — Тәврат қануниға уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки һалак қилишму? — дәп сориди. Лекин улар зуван сүрүшмиди. \m \v 5 У ғәзәп билән әтрапиға нәзәр селип уларға көз жүгүртүп, уларниң таш жүрәклигидин қайғурди. Андин у кесәлгә: \m — Қолуңни узат, — деди. У қолини узитивиди, қоли әслигә кәлтүрүлди.\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «қоли әслигә кәлтүрүлди»\+bd* — кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» бизгә бу ишни Худа Өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?\ft*\f* \x + \xo 3:5 \xo*\xt 1Пад. 13:6.\xt*\x* \m \v 6 Әнди Пәрисийләр дәрһал сиртқа чиқип, уни қандақ йоқитиш тоғрисида Һерод \add падишаниң\add* тәрәпдарлири билән мәслиһәт қилишқа башлиди.\f □ \fr 3:6 \fr*\ft \+bd «Һерод падишаниң тәрәпдарлири»\+bd* — Һерод падиша вә униң тәрәпдарлири тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Лекин бизгә әң һәйран қаларлиғи бәлким шуки, Рәббимиз тәлим беришкә башлиғанда, бир-биригә күшәндә болған ««Һерод тәрәпдарлири» вә Пәрисийләр һәмкарлишип, Әйсани йоқитишқа мәслиһәтлишиду («Мат.» 22:16ниму көрүң). Мана қараңғулуққа тәвә болған кишиләр һаман биринчи болуп нур билән дүшмәнлишиду («Юһ.» 1:5, 3:19).\ft*\f* \x + \xo 3:6 \xo*\xt Мат. 12:14; Юһ. 10:39; 11:53.\xt*\x* \b \m \s1 Деңиз бойидики топ-топ адәмләр \m \v 7-8 Андин Әйса мухлислири билән биллә у йәрдин айрилип деңиз бойиға кәтти; Галилийә өлкисидин чоң бир топ адәмләр униңға әгишип барди; шундақла униң қилған әмәллирини аңлиған һаман, пүтүн Йәһудийә өлкисидин, Йерусалим шәһиридин, Идумия өлкисидин, Иордан дәриясиниң қарши тәрипидин, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики җайлардин зор бир топ адәмләрму униң йениға келишти.\f □ \fr 3:7-8 \fr*\ft \+bd «Идумия өлкиси»\+bd* — «Идумия» Тәвратта «Едом» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 3:7-8 \xo*\xt Мат. 4:25; Луқа 6:17.\xt*\x* \v 9 У адәмләрниң көплигидин өзини қистап қоймисун дәп мухлислириға кичик бир кеминиң униңға йеқин турушини тапилиди. \v 10 Чүнки у нурғун бемарларни сақайтқини түпәйлидин һәр қандақ ваба-кесәлликләргә гириптар болғанларниң һәммиси униңға \add қолумни\add* бир тәккүзүвалсам дәп қистишип келишкән еди. \v 11 Напак роһлар \add чаплишивалғанлар\add* қачанла уни көрсә, униң алдиға жиқилип: «Сән Худаниң Оғлисән!» дәп вақиришатти. \v 12 Лекин у \add напак роһларға\add* өзиниң ким екәнлигини ашкарилимаслиққа қаттиқ тәнбиһ берип агаһландуратти. \b \m \s1 Әйсаниң он икки расулни таллиши \r Мат. 10:1-4; Луқа 6:12-16 \m \v 13 У таққа чиқип, өзи халиған кишиләрни йениға чақирди; улар униң йениға келишти. \x + \xo 3:13 \xo*\xt Мат. 10:1; Мар. 6:7; Луқа 6:13; 9:1.\xt*\x* \v 14 У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа, \v 15 кесәлләрни сақайтиш вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти. \f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа... җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти »\+bd* — (14-15-айәт) бәзи кона көчүрмиләрдә 14-15-айәттә «У улардин он иккисини «расуллар» дәп атап, өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти» дейилиду.\ft*\f* \v 16 У \add бекиткән он икки киши\add*: Симон (у униңға Петрус дәп исим қойған), \v 17 Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна, (у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған), \f □ \fr 3:17 \fr*\ft \+bd «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси...»\+bd* — яки «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң акиси...». \+bd «у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған»\+bd* — мошу йәрдә биз бу исимни ибраний тилидики аһаңи бойичә алдуқ. «Рәгаз» ибраний тилида адәттә «ғәзәп, қәһр»ни билдүриду. Қариғанда улар иккилиси әслидә интайин териккәк еди! Грек тилида тәләппуз «Боанәргәс» дәп оқулиду.\ft*\f* \v 18 Андрияс, Филип, Бартоломай, Матта, Томас, Алфайниң оғли Яқуп, Тадай, милләтпәрвәр дәп аталған Симон \f □ \fr 3:18 \fr*\ft \+bd «милләтпәрвәр дәп аталған Симон»\+bd* — яки «Қанаанлиқ Симон». Йәһудий «милләтпәрвәрлири» яки «милләтчилири» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ йоли билән күрәш қилғучилар еди.\ft*\f* \v 19 вә униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлардин ибарәт. \b \m \s1 Әйса Шәйтандин күчлүктур \r Мат. 12:22-32; Луқа 11:14-23; 12:10 \m \v 20 У өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун адәмләр топландики, уларниң һәтта ғизаланғидәкму вақти чиқмиди. \x + \xo 3:20 \xo*\xt Мар. 6:31.\xt*\x* \v 21 \add Әйсаниң\add* аилисидикиләр буни аңлап, уни тутуп келишкә беришти. Чүнки улар уни «Әқлини йоқитипту» дегән еди. \m \v 22 Йерусалимдин чүшкән Тәврат устазлири болса: «Униңда Бәәлзибуб бар», вә «У пәқәт җинларниң әмригә тайинип җинларни қоғливетидикән», дейишәтти.\f □ \fr 3:22 \fr*\ft \+bd «униңда бәәлзибуб бар»\+bd* — «бәәлзибуб» яки «бәәлзибул» болса җинларниң әмри болған Шәйтанниң башқа бир исмидур.\ft*\f* \x + \xo 3:22 \xo*\xt Мат. 9:34; 12:24; Луқа 11:15; Юһ. 8:48.\xt*\x* \m \v 23 Шуниң үчүн у \add Тәврат устазлирини\add* йениға чақирип, уларға тәмсилләрни ишлитип мундақ деди: \m — Шәйтан Шәйтанни қандақму қоғлисун? \x + \xo 3:23 \xo*\xt Мат. 12:25.\xt*\x* \v 24 Әгәр падишалиқ өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан болса шу падишалиқ пут тирәп туралмайду; \v 25 шуниңдәк әгәр бир аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса шу аилә пут тирәп туралмайду. \v 26 Әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиқип бөлүнсә, у пут тирәп туралмай, йоқалмай қалмайду. \m \v 27 Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду.\f □ \fr 3:27 \fr*\ft \+bd «Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду»\+bd* — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.\ft*\f* \x + \xo 3:27 \xo*\xt Мат. 12:29; Кол. 2:15.\xt*\x* \m \v 28 Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, инсан балилири өткүзгән түрлүк гуналириниң һәммисини, шундақла улар қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. \f □ \fr 3:28 \fr*\ft \+bd «улар қилған күпүрлүклириниң һәммиси...»\+bd* — грек тилида «улар күпүрлүк билән қилған күпүрлүклириниң һәммиси» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу ибарә уларниң күпүрлүклири бәлким интайин еғир болуши мүмкин дегәнни билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 3:28 \xo*\xt 1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16.\xt*\x* \v 29 Бирақ кимдиким Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилса, әбәдил-әбәткичә һеч кәчүрүлмәйду, бәлки мәңгүлүк бир гунаниң һөкүми астида туриду.\f □ \fr 3:29 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс Роһқа \+bd*\+bdit қарши\+bdit* күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 3:29 \xo*\xt 1Юһа. 5:16.\xt*\x* \m \v 30 \add Әйсаниң бу сөзи\add* уларниң «Yниңға напак rоһ чаплишипту» дегини үчүн \add ейтилған еди\add*. \b \m \s1 Әйсаниң аниси вә инилири \r Мат. 12:46-50; Луқа 8:19-21 \m \v 31 Шу вақитта униң аниси билән инилири кәлди. Улар сиртида туруп, уни чақиришқа адәм киргүзди. \x + \xo 3:31 \xo*\xt Мат. 12:46; Луқа 8:19.\xt*\x* \v 32 Бир топ халайиқ униң әтрапида олтиратти. Улар: \m — Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду, — дейишти.\f □ \fr 3:32 \fr*\ft \+bd «Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «вә сиңиллириңиз» дәп қошуп оқулиду. Һеч болмиғанда грек тилида «ака-иниләр» дегән сөз бир қериндаш «ача-сиңиллар»ни өз ичигә алатти.\ft*\f* \m \v 33 Әйса уларға җававән: \m — Ким мениң анам, ким мениң инилирим? — деди. \v 34 Андин, у өпчүрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди: \m Мана булар мениң анам вә инилирим! \v 35 Чүнки кимки Худаниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур.\x + \xo 3:35 \xo*\xt Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16,17.\xt*\x* \b \b \m \c 4 \s1 Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсил \r Мат. 13:1-9; Луқа 8:4-8 \m \v 1 У йәнә деңиз бойида \add хәлиққә\add* тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға зор бир топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип деңизда олтарди; пүткүл халайиқ болса деңиз қирғиқида турушатти.\x + \xo 4:1 \xo*\xt Мат. 13:1; Луқа 8:4.\xt*\x* \v 2 У уларға тәмсил билән нурғун ишларни үгәтти. У тәлим берип мундақ деди: \m \v 3 — Қулақ селиңлар! Уруқ чачқучи уруқ чачқили \add етизға\add* чиқипту. \v 4 Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол бойиға чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. \v 5 Бәзилири туприғи аз ташлиқ йәргә чүшүпту. Тописи чоңқур болмиғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, \v 6 лекин күн чиқиш биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту. \v 7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувелип, улар һеч һосул бәрмәпту. \v 8 Бәзилири болса, яхши тупраққа чүшүпту. Улар өсүп көпийип чоң болғанда һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири йүз һәссә һосул берипту. \m \v 9 — Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди у. \b \m \s1 Тәмсилләрниң мәхсити \r Мат. 13:10-17; Луқа 8:9-10 \m \v 10 У униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти. \f □ \fr 4:10 \fr*\ft \+bd «у униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти»\+bd* — мошу йәрдә «униң әтрапидикиләр» униңға әгәшкәнләр (он иккиләндин сирт)ни көрсәтсә керәк.\ft*\f* \x + \xo 4:10 \xo*\xt Мат. 13:10; Луқа 8:9.\xt*\x* \v 11 У уларға мундақ деди: \m — Худаниң падишалиғиниң сирини билишкә силәр несип болдуңлар. Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду; \f □ \fr 4:11 \fr*\ft \+bd «Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду»\+bd* — «сирттикиләргә» Худаниң падишалиғидин яки униң ниҗатидин сиртта турғанлар, демәк.\ft*\f* \x + \xo 4:11 \xo*\xt Мат. 11:25; 2Кор. 2:14; 3:14.\xt*\x* \v 12 буниң билән: «Улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; \m Аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; \m Шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, \m Кәчүрүм қилинатти» \add дегән сөз әмәлгә ашурулиду\add*.\f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, кәчүрүм қилинатти»\+bd* — бу сөзләр «Йәш.» 6:9-10дин елинған.\ft*\f* \x + \xo 4:12 \xo*\xt Йәш. 6:9-10; Мат. 13:14; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.\xt*\x* \b \m \s1 Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши \r Мат. 13:18-23; Луқа 8:11-15 \m \v 13 Андин у уларға: \m — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, қандақму башқа һәр хил тәмсилләрни чүшинәләйсиләр? — деди. \v 14 Уруқ чачқучи сөз-калам чачиду. \x + \xo 4:14 \xo*\xt Мат. 13:19; Луқа 8:11.\xt*\x* \v 15 Үстигә сөз-калам чечилған чиғир йол бойи шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиған һаман Шәйтан дәрһал келип уларниң қәлбигә чечилған сөз-каламни елип кетиду. \v 16 Буниңға охшаш, ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларни көрситиду. \v 17 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ туриду; сөз-каламниң вәҗидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду. \v 18 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ бәзи адәмләрни көрсәткәнки, бу адәмләр сөз-каламни аңлиғини билән, \v 19 лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду. \x + \xo 4:19 \xo*\xt Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9.\xt*\x* \v 20 Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлиши билән уни қобул қилған адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси оттуз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси йүз һәссә һосул бериду. \b \m \s1 Севәт астидики чирақ \r Луқа 8:16-18 \m \v 21 У уларға йәнә мундақ деди: \m — Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду? У чирақданниң үстигә қоюлуш үчүн кәлтүрүлмәмду? \f □ \fr 4:21 \fr*\ft \+bd «Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду?»\+bd* — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 4:21 \xo*\xt Мат. 5:15; Луқа 8:16; 11:33.\xt*\x* \v 22 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, шуниңдәк һәр қандақ мәхпий иш йүз бәргәндин кейин аян болмай қалмайду. \x + \xo 4:22 \xo*\xt Аюп 12:22; Мат. 10:26; Луқа 8:17; 12:2.\xt*\x* \m \v 23 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! \m \v 24 Аңлиғанлириңларға көңүл бөлүңлар! Чүнки силәр \add башқиларға\add* қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду, һәтта униңдинму көп қошуп берилиду. \f □ \fr 4:24 \fr*\ft \+bd «Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар»\+bd* — бу сөз көп тәрәплимилик болуши керәк; мәсилән: (1) адәм Худаниң сөзигә қанчилик көңүл бөлүп етивар бәрсә, униңға шунчилик әқил бериду; (2) биз башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, Худаму бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду; (3) ((2)-тәрипигә йеқин) биз башқиларни қайси өлчәм билән баһалисақ, Худа бизни баһалиғанда дәл шу өлчәмни ишлитиду; (4) башқиларға қанчилик хәйр-сахавәт көрсәтсәк, Худаму кейин бизгә шунчилик илтипатни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 4:24 \xo*\xt Мат. 7:2; Луқа 6:38.\xt*\x* \v 25 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.\f □ \fr 4:25 \fr*\ft \+bd «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду»\+bd* — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр немә болуши үчүн уни пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз.\ft*\f* \x + \xo 4:25 \xo*\xt Мат. 13:12; 25:29; Луқа 8:18; 19:26.\xt*\x* \b \m \s1 Үнгән уруқ тоғрисидики тәмсил \m \v 26 У йәнә мундақ деди: \m — Худаниң падишалиғи йәнә бирисиниң тупраққа уруқ чачқиниға охшайду: \v 27 у ухлайду, орундин туриду, кечә-күндүзләр өтүверип, уруқ бих уруп өсиду. Лекин чачқучи қандақ йол билән өсидиғанлиғини билмәйду. \v 28 Тупрақ өзлүгидин һосул бериду; уруқ авал бих уриду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду. \v 29 Дан пишқанда, \add чачқучи\add* дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул вақти кәлгән болиду.\f □ \fr 4:29 \fr*\ft \+bd «чачқучи дәрһал оғақ салиду»\+bd* — грек тилида «чачқучи дәрһал оғақ әвәтиду».\ft*\f* \b \m \s1 Қича уруғи тоғрисидики тәмсил \r Мат. 13:31-32, 34-35; Луқа 13:18-19 \m \v 30 У йәнә мундақ деди: \m — Худаниң падишалиғини немигә охшитимиз? Яки қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәләймиз? \x + \xo 4:30 \xo*\xt Мат. 13:31; Луқа 13:18.\xt*\x* \v 31 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. У йәргә терилғанда, гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму, \f □ \fr 4:31 \fr*\ft \+bd «гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...»\+bd* — яки «гәрчә тупрақ ичидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...».\ft*\f* \v 32 терилғандин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ чоң шахлайдуки, асмандики қушларму униң сайисигә қониду.\f □ \fr 4:32 \fr*\ft \+bd «...асмандики қушларму униң сайисигә қониду»\+bd* — яки «...асмандики қушларму униң сайисигә угулайду». Бу йәрдә тилға елинған қича оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған, өсүмлүкни көрситиду.\ft*\f* \m \v 33 У шуниңға охшаш халайиқ аңлап чүшинәлигидәк нурғун тәмсилләр билән сөз-каламни йәткүзди. \x + \xo 4:33 \xo*\xt Мат. 13:34.\xt*\x* \v 34 Лекин тәмсил кәлтүрмәй туруп уларға һеч қандақ сөз қилмайтти. Лекин өз мухлислири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти. \b \m \s1 Әйсаниң боранни тиничлитиши \r Мат. 8:23-27; Луқа 8:22-25 \m \v 35 Шу күни кәч киргәндә, у уларға: \m — Деңизниң у қетиға өтәйли, — деди. \x + \xo 4:35 \xo*\xt Мат. 8:23; Луқа 8:22.\xt*\x* \v 36 Улар халайиқни йолға селивәткәндин кейин, уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди. \f □ \fr 4:36 \fr*\ft \+bd «...уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти»\+bd* — Мәсиһ аллиқачан кемидә олтарған еди (1-айәттә). \ft*\fp Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин.\fp*\f* \v 37 Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди. \v 38 Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип: \m — И устаз, һалак болуватқинимизға кариң йоқму? — деди. \m \v 39 У орнидин туруп, боранға тәнбиһ берип, деңизға: «Тиничлан! Җим бол!» девиди, боран тохтап, чоңқур бир җим-җитлиқ һөкүм сүрди.\x + \xo 4:39 \xo*\xt Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.\xt*\x* \m \v 40 — Немишкә шунчә қорқисиләр? Силәрдә қандақсигә техичә ишәш болмайду? — деди у уларға. \m \v 41 Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә: \m — Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти. \b \b \m \c 5 \s1 Көп җинлар чаплашқан «Қошун» исимлиқ адәмниң сақайтилиши \r Мат. 8:28-34; Луқа 8:26-39 \m \v 1 Улар деңизниң у қетиға, Гадаралиқларниң жутиға йетип барди.\f □ \fr 5:1 \fr*\ft \+bd «Гадара»\+bd* — бәзи көчүрмиләрдә «Гераса» яки «Гәргәсә» дәп атилиду.\ft*\f* \x + \xo 5:1 \xo*\xt Мат. 8:28; Луқа 8:26.\xt*\x* \v 2 У кемидин чүшүши биләнла, напак роһ чаплашқан бир адәм гөр өңкүрлиридин чиқип, униң алдиға кәлди. \v 3 У адәм өңкүрләрни макан қилған болуп, уни һеч ким һәтта зәнҗирләр биләнму бағлалмайтти. \v 4 Чүнки көп қетим пут-қоллири кишән-зәнҗирләр билән бағланған болсиму, у зәнҗирләрни үзүветип, кишәнләрни чеқивәткән еди; һеч ким уни бойсундуралмиған еди. \v 5 У кечә-күндүз мазарлиқта вә тағлар арисида тохтавсиз вақирап-җақирап жүрәтти, өз-өзини ташлар билән кесип яриландуратти. \m \v 6 Лекин у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди\f □ \fr 5:6 \fr*\ft \+bd «у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди»\+bd* — яки «у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, йәргә баш қойди».\ft*\f* \v 7 вә қаттиқ авазда вақирап: \m — Һәммидин алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мениң билән немә кариң! Худа һәққи, сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима! — деди\f □ \fr 5:7 \fr*\ft \+bd «сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима!»\+bd* — «мени қийнима!» дегән сөз «баш җин»ниң сөзи болса керәк. Бу адәмгә нурғун җинлар чаплашқан еди.\ft*\f* \v 8 (чүнки Әйса униңға: «Һәй напак роһ, униңдин чиқ!» дегән еди).\f □ \fr 5:8 \fr*\ft \+bd «Әйса униңға: «... униңдин чиқ!» дегән еди»\+bd* — грек тилида «Әйса униңға: «... униңдин чиқ!» буйрувататти» дейилиду.\ft*\f* \m \v 9 У униңдин: \m — Исмиң немә? — дәп сориди. \m — Исмим «қошун» — чүнки санимиз көп, — дәп җавап бәрди у.\f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «Исмим «қошун»»\+bd* — «қошун» латин тилида «легион» дейилиду, адәттә аз дегәндиму алтә миң кишилик армийини көрситиду. \+bd «чүнки санимиз көп»\+bd* — оқурмәнләр мошу йәрдә икки авазниң барлиғини байқайду — биринчиси («Исмим «қошун»»), бу бечарә адәмниң өзиниңки, иккинчиси, («чүнки санимиз көп») миңлиған җинларниңки еди.\ft*\f* \m \v 10 Вә у Әйсадин уларни бу жуттин һайдивәтмигәйсән, дәп көп өтүнүп ялвурди. \m \v 11 Тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти. \v 12 Җинлар униңға: \m — Бизни мошу тоңғузларға әвәткин, уларниң ичигә кирип кетишкә йол қойғайсән, — дәп ялвурушти. \m \v 13 Әйса дәрһал йол қойди. Шуниң билән напак роһлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кириши биләнла, тоңғузлар тик ярдин етилип чүшүп, деңизға ғәриқ болди. Улар икки миңға йеқин еди. \v 14 Тоңғуз баққучилар болса у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу ишларни пур қилди. Шу йәрдикиләр немә иш йүз бәргәнлигини көргили чиқишти. \m \v 15 Улар Әйсаниң йениға кәлди вә илгири җинлар чаплишивалған һелиқи адәмниң кийимләрни кийип, әс-һоши җайида олтарғинини — йәни «қошун җинлар» чаплашқан шу адәмни көрүп, қорқуп кетишти. \v 16 Бу вақиәни көргәнләр җинлар чаплашқан адәмдә немә йүз бәргәнлигини вә тоңғузларниң ақивитини хәлиққә баян қилип бәрди. \m \v 17 Буниң билән халайиқ Әйсаға: Жутлиримиздин чиқип кәткәйсән, дәп ялвурушқа башлиди. \m \v 18 У кемигә чиқиватқанда, илгири җинлар чаплашқан һелиқи адәм униңдин: Мәнму сән билән биллә барай, дәп өтүнди.\x + \xo 5:18 \xo*\xt Луқа 8:38.\xt*\x* \m \v 19 Лекин у буниңға унимай: \m — Өз өйдикилириң вә жутдашлириңниң йениға берип, уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини, Униң саңа рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини хәвәрләндүргин, — деди. \f □ \fr 5:19 \fr*\ft \+bd «уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини... хәвәрләндүргин»\+bd* — яки «уларға Рәбниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини... хәвәрләндүргин».\ft*\f* \v 20 У қайтип берип, Әйсаниң өзигә қандақ улуқ ишларни қилғанлиғини «Он шәһәр райони»да җар қилишқа башлиди. Буни аңлиғанларниң һәммиси толиму һәйран қелишти.\f □ \fr 5:20 \fr*\ft \+bd «Он шәһәр райони»\+bd* — грек тилида «Декаполис».\ft*\f* \b \m \s1 Униң Яирусниң қизини тирилдүрүши вә хун кесили басқан бир аялни сақайтиши \r Мат. 9:18-26; Луқа 8:40-56 \m \v 21 Әйса қайтидин кемә билән деңизниң у қетиға өткәндә, зор бир топ халайиқ униң йениға жиғилди; у деңиз бойида туратти. \x + \xo 5:21 \xo*\xt Луқа 8:40.\xt*\x* \v 22-23 Мана, мәлум бир синагогниң чоңи Яирус исимлиқ бир киши кәлди. У уни көрүп айиғиға жиқилип: \m — Кичик қизим өләй дәп қалди. Берип униңға қоллириңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип яшиғай! — дәп қаттиқ йелинди.\x + \xo 5:22-23 \xo*\xt Мат. 9:18; Луқа 8:41.\xt*\x* \m \v 24 Әйса униң билән биллә барди. Зор бир топ халайиқму олишип қисташқан һалда кәйнидин меңишти. \v 25 Хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар болуп, \x + \xo 5:25 \xo*\xt Лав. 15:25; Мат. 9:20; Луқа 8:43.\xt*\x* \v 26 у нурғун тевипларниң қолида көп азап тартип, бар-йоқини хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қандақ үнүми болмай, техиму еғирлишип кәткән еди. \v 27 Бу аял Әйса һәққидики гәпләрни аңлап, халайиқниң оттурисидин қистилип келип, арқа тәрәптин униң тонини силиди. \v 28 Чүнки у көңлидә: «Униң тонини силисамла сақаймай қалмаймән» дәп ойлиған еди. \v 29 Хун шуан тохтап, аял кесәл азавидин сақайтилғанлиғини өз тенидә сәзди. \f □ \fr 5:29 \fr*\ft \+bd «хун шуан тохтап...»\+bd* — грек тилида «қан еқими шуан тохтап...».\ft*\f* \v 30 Әйса дәрһал вуҗудидин қудрәтниң чиққанлиғини сезип, халайиқниң ичидә кәйнигә бурулуп: \m — Кийимимни силиған ким? — дәп сориди.\x + \xo 5:30 \xo*\xt Луқа 6:19.\xt*\x* \m \v 31 Мухлислири униңға: \m — Халайиқниң өзүңни қистап меңиватқанлиғини көрүп туруқлуқ, йәнә: «Мени силиған ким?» дәп сорайсәнғу? — дейишти. \m \v 32 Бирақ Әйса өзини силиғучини тепиш үчүн техичә әтрапиға қаравататти. \f □ \fr 5:32 \fr*\ft \+bd «өзини силиғучини тепиш үчүн...»\+bd* — грек тилида «силиғучи» аялчә родта болуп, Рәббимизниң өзини тутқан кишиниң аял екәнлигини билгәнлигини көрситиду.\ft*\f* \v 33 Өзидә немә ишниң йүз бәргәнлигини сәзгән аял қорқуп-титригән һалда келип униң алдиға жиқилди вә униңға һәқиқий әһвални пүтүнләй ейтти. \v 34 У униңға: \m — Қизим, ишәшиң сени сақайтти! Тинич-хатирҗәмликтә қайт! Кесилиңниң азавидин сақайғин, — деди.\f □ \fr 5:34 \fr*\ft \+bd «қизим, ишәшиң сени сақайтти!»\+bd* — «сақайтти» мошу йәрдә грек тилида «қутқузди» дегән сөз билән ипадилиниду. \ft*\fp \+bd «Тинич-хатирҗәмликтә қайт!»\+bd* — бу аял немишкә шундақ қорқти (33-айәтни көрүң)? Униңда хун тәврәш кесили болғанлиғи үчүн, Тәврат қануни бойичә өзи тәккән барлиқ кишиләрни «напак» қилған болиду (мәсилән, уларни ибадәтханиға кириш, қурбанлиқ қилишқа вақитлиқ лаяқәтсиз қилған болатти). Шуниң билән у әтраптики халайиқнила напак қилипла қалмай, бәлки Мәсиһниң өзиниму «напак» қилған болатти.\fp*\f* \x + \xo 5:34 \xo*\xt Мат. 9:22; Мар. 10:52.\xt*\x* \m \v 35 У бу сөзни қиливатқанда, синагогниң чоңиниң өйидин бәзиләр келип униңға: \m Қизиңиз өлди. Әнди устазни немишкә йәнә аварә қилисиз?! — дейишти.\x + \xo 5:35 \xo*\xt Луқа 8:49.\xt*\x* \m \v 36 Лекин Әйса бу сөзләрни аңлап дәрһал синагогниң чоңиға: \m Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол! — деди. \v 37 У пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһанна билән йолға чиқти; башқа һеч кимниң өзи билән биллә беришиға йол қоймиди. \v 38 У синагогниң чоңиниң өйи алдиға кәлгәндә, қийқас-чуқанни, халайиқниң қаттиқ налә-пәряд вә аһ-зар көтәргәнлигини көрүп, \v 39 өйгә кирип уларға: \m — Немишкә қийқас-чуқан вә аһ-зар көтирисиләр? Бала өлмәпту, ухлап қапту, — деди. \x + \xo 5:39 \xo*\xt Юһ. 11:11.\xt*\x* \v 40 Улар уни мәсқирә қилишти; лекин у һәммәйләнни ташқириға чиқириветип, балиниң ата-анисини вә өз һәмраһлирини елип, бала ятқан өйгә кирди. \v 41 У балиниң қолини тутуп, униңға: «Талита куми» деди. Бу сөзниң мәнаси «Қизим, саңа ейтимәнки, орнуңдин тур» дегәнлик еди. \v 42 Қиз дәрһал орнидин туруп маңди (у он икки яшта еди). Улар бу ишқа мутләқ һәйран қелишти. \v 43 У уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни қаттиқ тапилиди, шундақла қизға йегидәк бир немә беришни ейтти. \b \b \m \c 6 \s1 Насарәтликләрниң уни чәткә қеқиши \r Мат. 13:53-58; Луқа 4:16-30 \m \v 1 У у йәрдин кетип, өз жутиға кәлди. Униң мухлислириму униңға әгишип барди.\x + \xo 6:1 \xo*\xt Мат. 13:53; Луқа 4:16.\xt*\x* \v 2 Шабат күни кәлгәндә, у синагогда тәлим беришкә киришти. Тәлимини аңлиғанлардин көп адәм интайин һәйран болушуп: \m — Бу адәм буларға нәдин еришкәнду? Униңға мошундақ даналиқ қандақ берилгән? Униң қолида мошундақ мөҗизиләр қандақ яритилидиғанду? \v 3 У һелиқи яғаччи әмәсму, Мәрйәмниң оғли, шундақла Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симонларниң акисиғу? Униң сиңиллириму бу йәрдә аримизда туруватмамду? — дейишти. Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизарлиқ билән қариди.\f □ \fr 6:3 \fr*\ft \+bd «у һелиқи яғаччи әмәсму, Мәрйәмниң оғли...»\+bd* — Йәһудийлар арисида адәмләр атисиниң исми билән тонулуши керәк еди. Ялғуз анисиниң исмини тилға елишниң өзи бир хил һақарәт еди.\ft*\f* \x + \xo 6:3 \xo*\xt Юһ. 6:42.\xt*\x* \v 4 Шуниң билән Әйса уларға: \m — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути, өз уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди.\x + \xo 6:4 \xo*\xt Мат. 13:57; Луқа 4:24; Юһ. 4:44.\xt*\x* \m \v 5 Шуниң билән қоллирини бир қанчә бемарниң үстигә тәккүзүп, уларни сақайтқандин башқа, шу йәрдә у һеч қандақ мөҗизә яриталмиди.\x + \xo 6:5 \xo*\xt Мат. 13:58.\xt*\x* \v 6 Вә у уларниң иман-ишәшсизлигидин һәйран қалди.\x + \xo 6:6 \xo*\xt Мат. 9:35; Луқа 13:22.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң он икки расулни әвәтиши \r Мат. 10:1, 5-15; Луқа 9:1-6 \m \v 7 Андин у әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим бәрди. \m У он иккиләнни йениға чақирди вә \add хәлиқ арисиға\add* икки-иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларни һайдаш һоқуқини бәрди;\f □ \fr 6:7 \fr*\ft \+bd «напак роһлар»\+bd* — җинларни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 6:7 \xo*\xt Мат. 10:1; Луқа 6:13; 9:1.\xt*\x* \v 8 вә уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар,\f □ \fr 6:8 \fr*\ft \+bd «хурҗун»\+bd* — яки «тиләмчиниң халтиси».\ft*\f* \v 9 путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди. \f □ \fr 6:9 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Әйса\+bdit* уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар, путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди» — (9-10-айәт) қизиқарлиқ йери шуки, «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән баянлар бойичә Рәббимиз уларға һаса еливелиш вә кәш кийишниму мәнъий қилған. Пикримиз техи муқимлашмиғини билән ойлаймизки, «Матта» билән «Луқа» вә «Маркус»та бәлким икки айрим вақит-әһвал көрситилиду.\ft*\f* \x + \xo 6:9 \xo*\xt Рос. 12:8.\xt*\x* \v 10 У йәнә: \m — \add Бир жутқа барғиниңларда\add*, кимниң өйигә \add қобул қилинип\add* кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар. \f □ \fr 6:10 \fr*\ft \+bd «кимниң өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар»\+bd* — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өйму-өй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар \+bd бизниң\+bd* өйдә қонмайду?» яки «Немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.\ft*\f* \v 11 Қайси йәрдикиләр силәрни қобул қилмиса, шундақла сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.\f □ \fr 6:11 \fr*\ft \+bd «у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар!»\+bd* — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән бу ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.\ft*\f* \x + \xo 6:11 \xo*\xt Мат. 10:14,15; Луқа 9:5; 10:12; Рос. 13:51; 18:6\xt*\x* \m \v 12 Шуниң билән улар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа җар селип үндиди. \v 13 Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бемарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти.\f □ \fr 6:13 \fr*\ft \+bd «улар ... Нурғун бемарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти»\+bd* — «мәсиһ қилиш» мошу йәрдә адәмниң бешиға зәйтун мейини сүрүшни көрситиду. «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 6:13 \xo*\xt Яқ. 5:14.\xt*\x* \b \m \s1 Чөмүлдүргүчи Йәһяниң өлүми \r Мат. 14:1-12; Луқа 9:7-9 \m \v 14 Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падиша униң һәққидә аңлап: «Бу адәм \add чоқум\add* өлүмдин тирилгән Чөмүлдүргүчи Йәһядур. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрситиду» дәйтти. \f □ \fr 6:14 \fr*\ft \+bd «Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падиша униң һәққидә аңлап...»\+bd* — «Һерод»лар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. \+bd «...униң һәққидә аңлап: «Бу адәм ... Чөмүлдүргүчи Йәһядур...» дәйтти»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «..униң һәққидә аңлап қалди. Бәзиләр: «Бу адәм ... Чөмүлдүргүчи Йәһядур...» — дейишәтти».\ft*\f* \x + \xo 6:14 \xo*\xt Мат. 14:1; Луқа 9:7.\xt*\x* \v 15 Башқилар: «У Иляс \add пәйғәмбәр\add*» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк» дейишәтти. \m \v 16 Бирақ буларни аңлиған Һерод: \m — Мән каллисини алған Йәһяниң өзи шу — у өлүмдин тирилипту! — деди. \m \v 17-18 Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у \add өгәй\add* акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин адәм әвәтип Йәһяни тутуп, зинданға ташлиған еди. Чүнки у шу аял билән никаһланған еди; Йәһя Һеродқа \add тәнбиһ берип\add*: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» дәп қайта-қайта дегән еди.\f □ \fr 6:17-18 \fr*\ft \+bd «Чүнки у шу аял билән никаһланған еди; Йәһя Һеродқа тәнбиһ берип: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» дәп қайта-қайта дегән еди»\+bd* — Һерод өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәни Филиптин тартивелип андин уни аҗришишқа қайил қилип, Һеродийә билән өзи той қилған еди. Йәһяни тутуш «Һеродийәниң вәҗидин» — бәлким униң беваситә тәливидин болған болушиму мүмкин. \+bd «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап»\+bd* — Тәвраттики «Лав.» 16:18, 20:21дә, бирисиниң ака яки укиси һаят әһвалда, бириниң аялини йәнә бири өз әмригә елишқа болмайду, дәп бәлгүләнгән.\ft*\f* \x + \xo 6:17-18 \xo*\xt Мат. 14:3; Луқа 3:19; 9:9; Лав. 18:16; 20:21.\xt*\x* \m \v 19 Шуниң үчүн Һеродийә Йәһяға адавәт сақлайтти; уни өлтүрмәкчи болған болсиму, лекин шундақ қилалмайтти. \v 20 Чүнки Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип, униңдин қорқатти, шуңлашқа уни қоғдайтти; у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти, лекин йәнила сөзлирини аңлашқа амрақ еди.\f □ \fr 6:20 \fr*\ft \+bd «Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип...»\+bd* — оқурмәнләргә аянки, Тәврат вә Инҗилда «муқәддәс» дегәнниң мәнаси «улуқ» әмәс, бәлки «пак», «Худаға аталған»дур. \+bd «у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә буниң орнида: «у униң сөзлирини аңлап немә қилишни биләлмәй қалатти» яки «у униң сөзлирини аңлап көп ишларни қилатти» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 6:20 \xo*\xt Мат. 14:5; 21:26.\xt*\x* \m \v 21 Амма \add Һеродийә күткән\add* пәйт ахир йетип кәлди; Һерод туғулған күнидә өз әмәлдарлири, миң бешилири вә Галилийә өлкисидики катта әрбабларни зияпәт билән күтүвалди; \x + \xo 6:21 \xo*\xt Яр. 40:20; Мат. 14:6.\xt*\x* \v 22 һелиқи Һеродийәниң қизи сорунға чүшүп уссул ойнап бәрди. Бу Һерод вә һәмдәстихан болғанларға бәкму ярап кәтти. Падиша қизға: — Мәндин немә тәләп қилсаң, шуни беримән, — деди. \f □ \fr 6:22 \fr*\ft \+bd «Һеродийәниң қизи»\+bd* — бурунқи еридин болған қизи. Бәзи кона көчүрмиләрдә: «... униң қизи Һеродийә» дейилиду. Ундақ тәрҗимә тоғра болса, Һеродийәниң қизиниң исминиң өзиниң исми билән охшаш болуши әҗайип иш әмәс, әлвәттә.\ft*\f* \v 23 Андин у қәсәм қилип йәнә: \m — Мәндин немә тәләп қилсаң, һәтта падишалиғимниң йеримини десәңму шуни беримән, — деди.\x + \xo 6:23 \xo*\xt Һак. 11:30.\xt*\x* \m \v 24 Қиз сиртқа чиқип, анисидин: \m — Немә тәләп қилай? — дәп соривиди, аниси: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини тәләп қил, — деди. \m \v 25 Қиз дәрһал падишаниң алдиға алдирап кирип: \m — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини һазирла бир тәхсигә қоюп әкилишлирини халаймән, — деди. \m \v 26 Падиша буниңға наһайити һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, униңға бәргән сөзидин янғуси кәлмиди. \v 27 Шуңа падиша дәрһал бир җаллат әвәтип, униң каллисини елип келишни әмир қилди. Җаллат зинданға берип Йәһяниң каллисини елип, \f □ \fr 6:27 \fr*\ft \+bd «...падиша дәрһал бир җаллат әвәтип...»\+bd* — яки «...падиша дәрһал бир қаравул әвәтип...».\ft*\f* \x + \xo 6:27 \xo*\xt Мат. 14:10.\xt*\x* \v 28 уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип келип униңға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди. \v 29 Бу ишни аңлиған Йәһяниң мухлислири келип, җәсәтни елип кетип бир қәбиргә қойди. \b \m \s1 Әйсаниң бәш миң кишини озуқландуруши \r Мат. 14:13-21; Луқа 9:10-17; Юһ. 6:1-14 \m \v 30 Қайтип кәлгән расуллар Әйсаниң йениға жиғилди, немә қилғанлири һәм немә тәлим бәргәнлирини униңға мәлум қилишти. \x + \xo 6:30 \xo*\xt Луқа 9:10.\xt*\x* \v 31 Келип-кетиватқанлар наһайити көплигидин уларға тамақлинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа у уларға: \m — Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди. \x + \xo 6:31 \xo*\xt Мар. 3:20.\xt*\x* \v 32 Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди. \x + \xo 6:32 \xo*\xt Мат. 14:13; Луқа 9:10; Юһ. 6:1.\xt*\x* \v 33 Бирақ нурғун кишиләр уларниң кетиватқанлиғини байқап, уларни тонувеливиди, әтраптики барлиқ шәһәрләрдин пиядә йолға чиқип, жүгүрүп, улардин бурун у йәргә берип жиғилишти. \v 34 Әйса кемидин чүшүп, зор бир топ адәмни көрүп, уларниң падичисиз қой падисидәк болғанлиғиға ич ағритти. Шуңа у уларға көп ишларни үгитишкә башлиди.\x + \xo 6:34 \xo*\xt Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Мат. 9:36; 14:4; Луқа 9:11.\xt*\x* \m \v 35 Кәч кирип қалғанда, мухлислири униң йениға келип: \m — Бу чөл бир җай екән, кәч кирип кәтти. \x + \xo 6:35 \xo*\xt Мат. 14:15; Луқа 9:12; Юһ. 6:5.\xt*\x* \v 36 Халайиқни йолға селивәткән болсаң, улар әтраптики кәнт-қишлақларға берип, өзлиригә нан сетивалсун; чүнки уларда йегидәк нәрсә йоқ, — деди. \m \v 37 Лекин у уларға җававән: \m — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. \m Мухлислар униңдин: \m — Икки йүз күмүч динарға уларға нан әкелип уларни озуқландурамдуқ? — дәп сориди.\f □ \fr 6:37 \fr*\ft \+bd «икки йүз күмүч динар»\+bd* — бир күмүч динар (грек тилида «динариус») бир ишчиниң бир күнлүк иш һәққи еди («Мат.» 20:2ни көрүң).\ft*\f* \m \v 38 Әйса уларға: — Қанчә нениңлар бар? Берип қарап беқиңлар, — деди. Улар қарап баққандин кейин: \m — Бәши бар екән, йәнә икки белиқму бар екән, — дейишти.\x + \xo 6:38 \xo*\xt Мат. 14:17; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.\xt*\x* \m \v 39 У уларға кишиләрни топ-топ қилип йешил чимәндә олтарғузушни буйруди. \v 40 Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти. \f □ \fr 6:40 \fr*\ft \+bd «халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти»\+bd* — грек тилида «Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп йетишти».\ft*\f* \v 41 У бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап \add Худаға\add* тәшәккүр-мәдһийә ейтти, андин нанларни уштуп, көпчиликкә тутуп бериш үчүн мухлислириға берип туратти; икки белиқниму һәммәйләнгә тарқитип бәрди. \x + \xo 6:41 \xo*\xt 1Сам. 9:13; Юһ. 17:1.\xt*\x* \v 42 Һәммәйлән йәп тоюнди. \v 43 \add Мухлислар\add* ешип қалған нан вә белиқ парчилирини лиқ он икки севәткә теривалди. \f □ \fr 6:43 \fr*\ft \+bd «Мухлислар ...теривалди»\+bd* — грек тилида «Улар ... теривалди». «Улар»ниң мухлислар екәнлиги «Мат.» 16:9-10дә испатлиниду. \+bd «он икки севәт»\+bd* — грек тилида «он икки қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәтләр.\ft*\f* \v 44 Нанларни йегән әрләрниң санила бәш миңчә еди. \b \m \s1 Әйсаниң су үстидә меңиши \r Мат. 14:22-33; Юһ. 6:16-21 \m \v 45 Бу иштин кейинла, у мухлислириға өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқидики Бәйт-Саида йезисиға өтүп туруңлар, дәп буйруди. \f □ \fr 6:45 \fr*\ft \+bd «Бәйт-Саида йезисиға өтүп...»\+bd* — яки «Бәйт-Саида йезисидин өтүп...».\ft*\f* \x + \xo 6:45 \xo*\xt Мат. 14:22; Юһ. 6:17.\xt*\x* \v 46 Уларни йолға селивәткәндин кейин, у дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти. \x + \xo 6:46 \xo*\xt Мат. 14:23; Луқа 6:12.\xt*\x* \v 47 Кәч киргәндә, кемә деңизниң оттурисиға йәткән еди, у өзи ялғуз қуруқлуқта еди. \x + \xo 6:47 \xo*\xt Мат. 14:23; Юһ. 6:16.\xt*\x* \v 48 У мухлислириниң палақни күчәп уруватқанлиғини көрди; чүнки шамал тәтүр йөнилиштә чиққан еди. Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти. \f □ \fr 6:48 \fr*\ft \+bd «Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип...»\+bd* — бир кечә төрт җесәккә бөлүнәтти; шуңа бу вақит таң атай дегән вақит еди. \+bd «у ... уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти»\+bd* — яки «у ... уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди». \ft*\fp Бу интайин қизиқ иш. Мүмкинчилиги барки, (1) Әйсаниң «өтүп кетиш»и — Мухлисларға Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилларни Мисирдин қутқузуш үчүн «Уларниң (Исраилларниң) йенидин өтүп кетиш»ини әсләтмәкчи, яки (2) у уларниң \+bd өзлигидин\+bd* өзини кемигә чиқип һәмраһ болушқа тәклип қилишини халайтти.\fp*\f* \v 49 Лекин улар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, уни алвасти охшайду, дәп ойлап чуқан селишти. \v 50 Чүнки уларниң һәммиси уни көрүп сарасимигә чүшти. \m Лекин у дәрһал уларға: \m — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди. \m \v 51 У кемигә, уларниң йениға чиққандила, шамал тохтиди. Улар буниңдин һошидин кәткидәк дәриҗидә қаттиқ һәйран қелишип, немини ойлашни билмәйтти; \v 52 чүнки улар нан бериш \add мөҗизисини\add* техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлби бихуд һаләттә туратти. \m \v 53 Улар деңизниң қарши тәрипигә өтүп, Гиннисарәт дегән жутта \add қуруқлуққа\add* чиқип, кемини бағлап қойди. \x + \xo 6:53 \xo*\xt Мат. 14:3.\xt*\x* \v 54 Улар кемидин чүшүши биләнла, \add халайиқ\add* уни дәрһал тонувелип, \v 55 әтраптики һәммә җайларға жүгүрүшүп барди вә «У паланчи йәргә чүшүпту» дәп аңлиши биләнла, бемарларни зәмбилгә селип, шу йәргә \add униң алдиға\add* елип беришти. \m \v 56 У мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлақларға барсун, хәлиқ ағриқларни базарларға елип чиқип ятқузатти; улар униңдин ағриқлар һеч болмиғанда сениң йепинчаңниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвалсақ дәп өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди. \b \b \m \c 7 \s1 Инсанни немә напак қилиду? \r Мат. 15:1-20 \m \v 1 Бу чағда, Пәрисийләр вә Тәврат устазлиридин бәзилири Йерусалимдин келип униң алдиға жиғилди;\x + \xo 7:1 \xo*\xt Мат. 15:1.\xt*\x* \v 2-5 шу Пәрисийләр вә Тәврат устазлири униң мухлислиридин бәзилириниң тамақни қолини жуймай, йәни «напак» һалда йәватқанлиғини көрүп, униңдин: \m — Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә риайә қилмай, бәлки жуюлмиған қоллири билән тамақ йәйду? — дәп сорашти (чүнки Пәрисийләр вә пүтүн Йәһудийлар ата-бовилири тәрипидин қалдурулған әнъәнини чиң тутқачқа, авал қоллирини әстайидиллиқ билән юмиса, тамақ йемәйду. Шуниңдәк базардин қайтип кәлгәндиму, улар қол жуймай бир нәрсә йемәйду. Униңдин башқа, пиялә-қәдәһ, дас-чөгүн вә мис қачилар вә диванларни жуюш тоғрисида тапшурулған нурғунлиған әнъәниләрдиму чиң туриду).\f □ \fr 7:2-5 \fr*\ft \+bd «әстайидиллиқ билән юмиса...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси «беғишиғичә юмиса...» яки «мушт билән юмиса...».\ft*\f* \m \v 6 У уларға җавап берип мундақ деди: \m — Йәшая пәйғәмбәр силәр сахтипәзләр тоғраңларда алдин-ала топтоғра бешарәт бәргән! \add униң\add* язмисида пүтүлгәндәк: — \m «Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән, \m Бирақ қәлби Мәндин жирақ;\x + \xo 7:6 \xo*\xt Йәш. 29:13; Әз. 33:31.\xt*\x* \m \v 7 Улар Маңа беһудә ибадәт қилиду. \m Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас».\f □ \fr 7:7 \fr*\ft \+bd «Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән, бирақ қәлби Мәндин жирақ; улар Маңа беһудә ибадәт қилиду; уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас»\+bd* — «Йәш.» 29:13.\ft*\f* \x + \xo 7:7 \xo*\xt Мат. 15:9; Кол. 2:18,20; Тит. 1:14.\xt*\x* \m \v 8 Чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр.\f □ \fr 7:8 \fr*\ft \+bd «чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр» дегән сөзләр тепилмайду.\ft*\f* \m \v 9 У уларға йәнә мундақ деди: \m — Силәр өзлириңларниң әнъәнисини чиң тутимиз дәп Худаниң әмрини әпчиллик билән бир чәткә қайрип қойдуңлар! \v 10 Чүнки Муса \add пәйғәмбәр\add*: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған. \x + \xo 7:10 \xo*\xt Мис. 20:12; 21:17; Лав. 20:9; Қан. 5:16; 27:16; Пәнд. 20:20; Әф. 6:2.\xt*\x* \v 11 Лекин силәр: — Бириси «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим — десила, \f □ \fr 7:11 \fr*\ft \+bd «Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим»\+bd* — «қурбан» мошу йәрдә беваситә ибариний тилидин елинған болуп, «сәдиқә қилинған» яки «Худаға атап қилинған» дегән мәнини билдүриду.\ft*\f* \v 12 шу кишиниң ата-анисиниң һалидин хәвәр елишға болмайду, дәп үгитисиләр. \v 13 Шундақ қилип, силәр \add әвлатлириңларға\add* тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар, вә шуниңға охшаш көп ишларни қилисиләр.\f □ \fr 7:13 \fr*\ft \+bd «Шундақ қилип, силәр әвлатлириңларға тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар»\+bd* — Мәсиһниң сөзигә қариғанда «Худаға атиған тәәллуқатлар» техи атиғучи кишиниң қолида турғанда, улардин пайдилинивәрсә болатти. Шу киши бәлким Тәврат устазлириниң қоллиши билән «дуниядин кәткинимдин кейин...» яки «мәлум бир мәзгилдин кейин...» «ибадәтханиға тапшуримән» дәп қәсәм қилған болса керәк. Йәһудийларниң тарихий хатирилиридә шуниңға охшаш көплигән мисаллар тепилиду. \ft*\fp Пәрийсиләр үгәткән шу һейлә-микир: «Мал-мүлкүңни Худаға аталған («қурбан қилған») қилған болсаң, ата-анаңдин хәвәр алмисаң болиду» әмәс, бәлки «(шундақ қилған болсаң) \+bd хәвәр елишиңға болмайду\+bd*» дегәндәк. Улар шүбһисизки ахирида бу иштин мәлум бир пайда көриду, әлвәттә.\fp*\f* \x + \xo 7:13 \xo*\xt Мат. 15:6; 1Тим. 4:3; 2Тим. 3:2.\xt*\x* \b \m \s1 Инсанни немә напак қилиду? \m \v 14 Андин халайиқни йәнә йениға чақирип, уларға: \m — Һәммиңлар маңа қулақ селиңлар вә шуни чүшиниңларки, \x + \xo 7:14 \xo*\xt Мат. 15:10.\xt*\x* \v 15 инсанниң сиртидин ичигә киридиған нәрсиләрниң һечқандиқи уни напак қилмайду, бәлки өз ичидин чиқидиған нәрсиләр болса, улар инсанни напак қилиду. \x + \xo 7:15 \xo*\xt Рос. 10:15; Рим. 14:17,20; Тит. 1:15.\xt*\x* \v 16 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди. \m \v 17 У халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, мухлислири униңдин бу тәмсил һәққидә сориди. \x + \xo 7:17 \xo*\xt Мат. 15:15.\xt*\x* \v 18 У уларға: \m — Силәрму техичә чүшәнмәй жүрүватамсиләр?! Сирттин инсанниң ичигә киридиған һәр қандақ нәрсиниң уни напак қилалмайдиғанлиғини тонуп йәтмәйватмамсиләр? \v 19 \add Сирттин киргән нәрсә\add* инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға кириду, андин у йәрдин тәрәт болуп ташлиниду, — деди (у бу гәпни дейиш билән, һәммә йемәкликләрни һалал қиливәтти). \m \v 20 У йәнә сөз қилип мундақ деди: \m — Инсанниң ичидин чиқидиғинила, инсанни напак қилиду. \v 21-22 Чүнки шулар — яман нийәтләр, зинахорлуқ, җинсий бузуқлуқлар, қатиллиқ, оғрилиқ, ачкөзлүк, рәзилликләр, алдамчилиқ, шәһванийлиқ, һәсәтхорлуқ, тил-аһанәт, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни униң қәлбидин чиқиду \f □ \fr 7:21-22 \fr*\ft \+bd «һәсәтхорлуқ»\+bd* — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яман көз».\ft*\f* \x + \xo 7:21-22 \xo*\xt Яр. 6:5; 8:21; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9.\xt*\x* \v 23 — бу рәзил ишларниң һәммиси инсанниң ичидин чиқип, өзини напак қилиду. \b \m \s1 Ят әллик бир аялниң етиқати \r Мат. 15:21-28 \m \v 24 У орнидин туруп у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди вә бир өйгә кирди. Гәрчә у буни һеч ким билмисун дегән болсиму, лекин йошуруп қалалмиди. \f □ \fr 7:24 \fr*\ft \+bd «у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди»\+bd* — у йәр «чәт әлликләр» туруватқан район болуп, Мәсиһниң шу йәргә бериштики мәхсити, өз хәлқидин бир вақит айрилип арам елиштин ибарәт болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 7:24 \xo*\xt Мат. 15:21.\xt*\x* \v 25 Дәрвәқә, напак роһ чаплашқан кичик бир қизниң аниси униң тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, униң айиғиға жиқилди \v 26 (аял Юнанлиқ болуп, Сурийә өлкисидики Фәникий миллитидин еди). У униңдин қизидин җинни һайдиветишни өтүнди. \f □ \fr 7:26 \fr*\ft \+bd «аял... Фәникий миллитидин еди»\+bd* — яки «аял... Фәникилик еди» яки «аял... Фәникә районилиқ еди». У Йәһудий әмәс, әлвәттә. У әслидә бутпәрәс болуши мүмкин.\ft*\f* \v 27 Лекин Әйса униңға: \m — Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди.\f □ \fr 7:27 \fr*\ft \+bd «Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс»\+bd* — Мәсиһ Әйса бу йәрдә өзиниң дәсләпки вәзиписини Йәһудийларға хуш хәвәрни йәткүзүш, дәп тәкитләйду. «Кичик иштлар» бәлким һақарәтлик сөз болмай, өйдики арзулуқ пистилирини көрситиду. Мошу аялниң етиқати тоғрисида «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \m \v 28 Лекин у буниңға җававән: \m — Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму үстәл астида туруп балилардин чүшкән нан увақлирини йәйдиғу, — деди. \m \v 29 Әйса униңға: \m — Сениң мошу сөзүң түпәйлидин йолуңға қайт, җин қизиңдин чиқип кәтти, — деди. \m \v 30 Аял өйигә қайтип кәлгәндә, мана қиз кариватта ятатти, җин униңдин чиқип кәткән еди. \b \m \s1 Әйсаниң бир гас-гача адәмни сақайтиши \m \v 31 Әйса йәнә Тур вә Зидон шәһириниң әтрапидики районлардин чиқип, «Он шәһәр» райони оттурисидин өтүп, йәнә Галилийә деңизиға кәлди. \x + \xo 7:31 \xo*\xt Мат. 15:29.\xt*\x* \v 32 Халайиқ униң алдиға тили еғир, гас бир адәмни елип келип, униң учисиға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнүшти. \x + \xo 7:32 \xo*\xt Мат. 9:32; Луқа 11:14.\xt*\x* \v 33 У у адәмни халайиқтин айрип бир чәткә тартип, бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, \add бармиғини\add* униң тилиға тәккүзди. \f □ \fr 7:33 \fr*\ft \+bd «У... бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, бармиғини униң тилиға тәккүзди»\+bd* — тәрҗимимиз бойичә Мәсиһ бәлким өз бармиғи үстигә төкүргән болуши мүмкин, болмиса у йәргә төкүргән болса керәк.\ft*\f* \v 34 Андин у асманға қарап уһ тартип хорсинғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәниси «ечил») деди. \v 35 У адәмниң қулақлири дәрһал ечилип, тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди.\f □ \fr 7:35 \fr*\ft \+bd «...тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди»\+bd* — грек тилида «...тилиниң таниси йешилип, раван гәп қилишқа башлиди»\ft*\f* \m \v 36 Әйса уларға буни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди. Лекин уларға һәр қанчә тапилиған болсиму, бу хәвәрни йәнила шунчә кәң тарқитивәтти. \v 37 Халайиқ \add бу ишқа\add* мутләқ һәйран қелишип: \m — У һәммә ишларни қалтис қилидикән! Һәтта гасларни аңлайдиған, гачиларни сөзләйдиған қилидикән, — дейишти.\x + \xo 7:37 \xo*\xt Яр. 1:31.\xt*\x* \b \b \m \c 8 \s1 Әйсаниң төрт миң кишини тойдуруши \r Мат. 15:32-39 \m \v 1 Шу күнләрдә, йәнә зор бир топ халайиқ жиғилған еди. Уларниң йегидәк һеч немиси болмиғачқа, у мухлислирини йениға чақирип:\x + \xo 8:1 \xo*\xt Мат. 15:32.\xt*\x* \m \v 2 — Бу халайиққа ичим ағрийду. Чүнки улар мениң йенимда турғили үч күн болди, уларда йегидәк һеч нәрсиму қалмиди. \v 3 Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурсам, йолда һалидин кетиши мүмкин. Чүнки бәзилири жирақтин кәлгән екән, — деди. \m \v 4 Мухлислири буниңға җававән: \m — Бундақ хилвәт бир җайда бу кишиләрни тойдурғидәк нанни нәдин тапқили болсун? — дейишти. \m \v 5 — Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди у. \m Йәттә, — дейишти улар. \m \v 6 Буниң билән у хәлиқни йәрдә олтиришқа буйруди. Андин йәттә нанни қолиға алди вә \add Худаға\add* тәшәккүр-мәдһийә ейтип уштуп, көпчиликкә тутушқа мухлислириға бәрди. Улар халайиққа үләштүрүп бәрди. \v 7 \add Мухлислар\add*да йәнә бир қанчә кичик белиқму бар еди. У Худаға тәшәккүр ейтип уларни бәрикәтләп, мухлислириға үләштүрүп беришни ейтти. \v 8 Халайиқ тойғичә йеди; улар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә теривалди.\f □ \fr 8:8 \fr*\ft \+bd «улар ешип қалған парчиларни ... теривалди»\+bd* — «улар» — мухлислар яки пүткүл халайиқни көрситиду. \+bd «йәттә севәт...»\+bd* — «севәт» грек тилида бу сөз бәк чоң бир хил севәтни көрситиду.\ft*\f* \v 9 Йегәнләр төрт миңчә киши еди. У уларни йолға салди, \v 10 андин мухлислири билән биллә дәрһал кемигә чүшүп, Далманута тәрәплиригә барди.\x + \xo 8:10 \xo*\xt Мат. 15:39.\xt*\x* \b \m \s1 Пәрисийләрниң мөҗизилик аламәтни көрүшни тәләп қилиши \r Мат. 16:1-4 \m \v 11 Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишип, униң билән муназириләшкили турди. \f □ \fr 8:11 \fr*\ft \+bd «Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң...»\+bd* — Пәрисийләр тәләп қилған «мөҗизилик аламәт» Әйсаниң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бир карамәтни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 8:11 \xo*\xt Мат. 12:38; 16:1; Луқа 11:29; Юһ. 6:30.\xt*\x* \v 12 У ичидә бир улуқ-кичик тинип: \m — Бу дәвир немишкә бир «мөҗизилик аламәт»ни истәп жүриду? Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, бу дәвиргә һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду, — деди. \f □ \fr 8:12 \fr*\ft \+bd «у ичидә бир улуқ-кичик тинип...»\+bd* — грек тилида «У роһида бир улуқ-кичик тинип..». «Роһ» мошу йәрдә униң өзиниң (инсаний) роһини билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 8:12 \xo*\xt Мат. 16:4.\xt*\x* \m \v 13 Андин улардин айрилип, йәнә кемигә чиқип, деңизниң у четигә өтүп кәтти. \b \m \s1 Сахтипәзлик «ечитқу»сидин сақлиниш \r Мат. 16:5-12 \m \v 14 Мухлислар нан елип келишни унтуған болуп, кемидә бир тал нандин башқа йәйдиғини йоқ еди. \v 15 У уларни агаһландуруп: \m — Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар, — деди.\f □ \fr 8:15 \fr*\ft \+bd «Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар»\+bd* — «Мат.» 16:1-12ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:15 \xo*\xt Мат. 16:6; Луқа 12:1.\xt*\x* \v 16 Мухлислар өз ара мулаһизилишип: \m — Униң бундақ дейиши нан әкәлмигәнлигимиздин болса керәк, — дейишти. \m \v 17 Әйса уларниң немә \add дейишиватқанлиғини\add* билип: \m — Немишкә нан йоқлуғи тоғрисида мулаһизә қилисиләр? Силәр техичә пәм-парасәт яки чүшәнчигә егә болмидиңларму? Қәлблириңлар техиму бихудлишип кетиватамду? \x + \xo 8:17 \xo*\xt Мар. 6:52.\xt*\x* \v 18 Көзүңлар туруп көрмәйватамсиләр? Қулиқиңлар туруп аңлимайватамсиләр? Есиңларда йоқму? \v 19 Бәш миң кишигә бәш нанни уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә кичик севәтни жиғивалдиңлар? — деди. \m — Он иккини, — җавап бәрди улар.\f □ \fr 8:19 \fr*\ft \+bd «..қанчә кичик севәт..»\+bd* — «севәт» грек тилида «қол севәт».\ft*\f* \x + \xo 8:19 \xo*\xt Мат. 14:17,20; Мар. 6:38; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.\xt*\x* \m \v 20 — Йәттә нанни төрт миң кишигә уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә севәтни жиғивалдиңлар? — деди у. \m — Йәттини, — Җавап бәрди улар.\x + \xo 8:20 \xo*\xt Мат. 15:36,37.\xt*\x* \m \v 21 У уларға: \m — Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр? — деди.\f □ \fr 8:21 \fr*\ft \+bd «Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр?»\+bd* — Мәсиһниң бу соали мухлислири жиғивалған «он икки (кичик) севәт» вә «йәттә (чоң) севәт» билән мунасивәтликтур. \ft*\fp Қизиқ бир иш шуки, Маркус өзиниң Инҗилдики баянида Мәсиһниң (өлүмдин тирилиштин башқа) җәмий он тоққуз алаһидә мөҗизисини хатириләйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\fp*\f* \b \m \s1 Бәйт-Саидадики бир корниң сақайтилиши \m \v 22 Улар Бәйт-Саида йезисиға кәлди; халайиқ бир кор адәмни униң алдиға елип келип, униңға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнди. \v 23 У кор адәмниң қолидин тутуп йезиниң сиртиға йетиләп барди; униң көзлиригә түкүрүп, үстигә қоллирини тәккүзүп: \m — Бирәр нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди.\x + \xo 8:23 \xo*\xt Мар. 7:32.\xt*\x* \m \v 24 У бешини көтирип: \m — Кишиләрни көрүватимән; улар худди меңип жүрүватқан дәрәқләрдәк көрүнүватиду, — деди. \m \v 25 Андин у қайтидин қоллирини у адәмниң көзлиригә тәккүзди. У көзлирини ечивиди, көзлири әслигә келип, һәммә нәрсини ениқ көрди. \f □ \fr 8:25 \fr*\ft \+bd «У көзлирини ечивиди..»\+bd* — яки «у бешини көтиривиди...» яки «у көзлирини йоған ачти...».\ft*\f* \v 26 Әйса уни өйигә қайтуруп: \m — Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма, — дәп тапилиди.\f □ \fr 8:26 \fr*\ft \+bd «Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма»\+bd* — Мәсиһ немишкә шундақ тапилиди? Шүбһисизки, Бәйт-Саидадикиләр аллиқачан униң көп мөҗизилирини көрүп туруп техичә товва қилмиған еди («Мат.» 11:21ни көрүң).\ft*\f* \b \m \s1 Петрусниң Әйсани Қутқузғучи-Мәсиһ дәп тонуши \r Мат. 16:13-20; Луқа 9:18-21 \m \v 27 Әйса мухлислири билән чиқип Қәйсәрийә-Филиппи райониға қарашлиқ кәнт-йезиларға барди. Йолда у мухлислиридин: \m — Кишиләр мени ким дәйду? — дәп сориди.\x + \xo 8:27 \xo*\xt Мат. 16:13; Луқа 9:18.\xt*\x* \m \v 28 Улар униңға: \m — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс \add пәйғәмбәр\add* вә йәнә бәзиләр илгәрки пәйғәмбәрләрдин бири дәп қарайдикән, — дәп җавап беришти.\x + \xo 8:28 \xo*\xt Мат. 14:2.\xt*\x* \m \v 29 У улардин: \m — Әнди силәрчу, силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. \m Петрус җававән: — Сән Мәсиһдурсән, — деди.\f □ \fr 8:29 \fr*\ft \+bd «Сән Мәсиһдурсән»\+bd* — «Мәсиһ» дегән сөз тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:29 \xo*\xt Мат. 16:16; Юһ. 6:69.\xt*\x* \m \v 30 У уларға өзи тоғрилиқ һеч кимгә тинмаслиқни җиддий тапилиди. \b \m \s1 Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтиши \r Мат. 16:21-28; Луқа 9:22-27 \m \v 31 Шуниң билән у Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр екәнлигини \add мухлислириға\add* үгитишкә башлиди. \f □ \fr 8:31 \fr*\ft \+bd «Инсаноғлиниң.... ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши»\+bd* — шу чағда икки «баш каһин» бар еди — «Аннас» вә униң күйоғли «Қаяфа».\ft*\f* \x + \xo 8:31 \xo*\xt Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.\xt*\x* \v 32 У бу ишни очуқ-ашкарә сөзләп бәрди. Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди. \f □ \fr 8:32 \fr*\ft \+bd «Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди»\+bd* — Петрусниң әйиплиши шүбһисизки, өзүң улуқ падиша Мәсиһ туруп, бешиңға мошундақ дәһшәтлик ишларни чүшүрмәслигиң керәк еди, дегәндәк. «Мат.» 16:22ни көрүң.\ft*\f* \v 33 Лекин у бурулуп мухлислириға қарап, Петрусни әйипләп: \m — Арқамға өт, Шәйтан! Сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди.\f □ \fr 8:33 \fr*\ft \+bd «Арқамға өт, Шәйтан!»\+bd* — Әйса бу айәттә «Шәйтан» дегән бу сөзини биринчидин «дүшмән» дегән мәнидә ишлитип, өзиниң дүшмини болуп қалған Петрусқа ейтиду. Иккинчидин, Шәйтан өзи Петрус арқилиқ Әйсаға путликашаң болмақчи еди.\ft*\f* \x + \xo 8:33 \xo*\xt 2Сам. 19:22.\xt*\x* \m \v 34 Андин мухлислири билән халайиқниму чақирип мундақ деди: \m — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун! \f □ \fr 8:34 \fr*\ft \+bd «Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!»\+bd* — «Мат.» 10:38ни, шундақла униңдики изаһатниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:34 \xo*\xt Мат. 10:38; 16:24; Луқа 9:23; 14:27.\xt*\x* \v 35 Чүнки кимдәким өз җенини қутқузай десә, чоқум униңдин мәһрум болиду; лекин кимдәким мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өз җенидин мәһрум болса, уни қутқузиду. \x + \xo 8:35 \xo*\xt Мат. 10:39; 16:25; Луқа 9:24; 17:33; Юһ. 12:25.\xt*\x* \v 36 Чүнки бир адәм пүткүл дунияға егә болуп, җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! \f □ \fr 8:36 \fr*\ft \+bd «...җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!»\+bd* — «җан» мошу йәрдә пәқәт һаятни әмәс, бәлки адәмниң салаһийити, роһий дуниясини көрситиду.\ft*\f* \v 37 У немисини җениға тегишсун?! \x + \xo 8:37 \xo*\xt Зәб. 48:7-10\xt*\x* \v 38 Чүнки кимдәким зинахор вә гунакар бу дәвир алдида мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғлиму атисиниң шан-шәриви ичидә муқәддәс пәриштиләр билән биллә кәлгинидә, униңдин номус қилиду.\f □ \fr 8:38 \fr*\ft \+bd «зинахор вә гунакар бу дәвир»\+bd* — «зинахор» бәлким һәм җисманий һәм көчмә (Худаға вапасизлиқ қилғучи, дегән) мәнидиму ишлитилиду. \+bd «Инсаноғли»\+bd* — Мәсиһ, әлвәттә. «Тәбирләр»ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:38 \xo*\xt Мат. 10:32; Луқа 9:26; 12:8; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.\xt*\x* \b \b \m \c 9 \s1 Әйсаниң җулалиқта көрүнүши \r Мат. 17:1-13; Луқа 9:28-36 \m \v 1 У уларға йәнә: \m — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур.\f □ \fr 9:1 \fr*\ft \+bd «Бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур»\+bd* — бизниңчә 9:1-айәттики сөзниң муһим мәнаси 9:2-13дә тәсвирләнгән карамәт ишларни көрситиду. \ft*\fp Башқа алимлар у: (1) Әйса өлтүрүлгәндин кейин мухлислириға қайта көрүнүши билән; (2) Муқәддәс Роһниң келиши билән; (3) Мәсиһниң шәриви җамаәттә аян қилиниши билән; (4) Әйсаниң дунияға қайтип келиши билән әмәлгә ашурулди, дәп қарайду. \fp*\fp Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң \+bd арисидин\+bd*... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, \+bd бәзи\+bd* расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 9:2-13дики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз.\fp*\f* \x + \xo 9:1 \xo*\xt Мат. 16:28; Луқа 9:27.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң җулалиқта көрүнүши \m \v 2 Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип,\x + \xo 9:2 \xo*\xt Мат. 17:1; Луқа 9:28.\xt*\x* \v 3 кийимлири йәр йүзидики һеч бир ақартқучиму ақарталмиғидәк дәриҗидә пақирап қардәк аппақ болди. \v 4 Уларниң көз алдида Муса вә Иляс \add пәйғәмбәрләр\add* туюқсиз көрүнди; улар Әйса билән сөзлишиватқан еди. \v 5 Петрус бу ишқа җававән Әйсаға: \m — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди\f □ \fr 9:5 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — грек тилида (һәм ибраний тилида) «Рабби» дейилиду. \+bd «бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли!»\+bd* — бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 6 (чүнки Петрус немә дейишини билмәй қалған еди, чүнки улар қорқунучқа чөмүп кәткән еди). \m \v 7 Туюқсиз бир парчә булут уларни қапливалди вә булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур; униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.\x + \xo 9:7 \xo*\xt Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.\xt*\x* \v 8 Улар лаппидә әтрапиға қаришивиди, лекин йәнә һеч кимни көрмиди, өз йенида пәқәт Әйсанила көрди. \m \v 9 Улар тағдин чүшүватқанда, Әйса уларға, Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлирини һеч кимгә ейтмаслиқни әмир қилип тапилиди. \x + \xo 9:9 \xo*\xt Мат. 17:9; Луқа 9:36.\xt*\x* \v 10 Улар униң бу сөзини көңлигә пүкүп, «өлүмдин тирилиш» дегәнниң зади немә екәнлиги һәққидә өз ара мулаһизиләшти. \m \v 11 Улар униңдин йәнә: \m — Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс \add пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин\add* авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.\x + \xo 9:11 \xo*\xt Мал. 4:5; Мат. 11:14; Луқа 1:17.\xt*\x* \m \v 12 У уларға җававән: \m — Иляс \add пәйғәмбәр\add* дәрвәқә \add Мәсиһтин\add* авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду; әнди немишкә муқәддәс язмиларда Инсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән? \f □ \fr 9:12 \fr*\ft \+bd «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду»\+bd* — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду. \+bd «әнди немишкә муқәддәс язмиларда иИнсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән? »\+bd* — «немишкә...?» — Әгәр улуқ Иляс пәйғәмбәр келип Мәсиһ үчүн йол тәйярлиған болса, зади «немишкә» хәлиқ Мәсиһни қобул қилмайду? Йәһя пәйғәмбәр дәрвәқә «Иляс пәйғәмбәр»ниң роһи вә күчидә кәлгини билән («Луқа» 1:17) у өлтүрүлгән вә Мәсиһму униңға охшаш өлтүрүлиду (13-айәтниму көрүң).\ft*\f* \x + \xo 9:12 \xo*\xt Зәб. 21:7; Йәш. 53:4; Дан. 9:26; Вәһ. 11:4-7.\xt*\x* \v 13 Лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс \add пәйғәмбәр\add* дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди.\f □ \fr 9:13 \fr*\ft \+bd «лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс пәйғәмбәр дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди»\+bd* — мошу йәрдә Мәсиһ Йәһя пәйғәмбәрни йәнә Илияс пәйғәмбәргә охшитиду.\ft*\f* \x + \xo 9:13 \xo*\xt Мал. 4:5,6\xt*\x* \b \m \s1 Җин чаплашқан балиниң азат қилиниши \r Мат. 17:14-20; Луқа 9:37-43 \m \v 14 Улар мухлисларниң йениға қайтип барғинида, зор бир топ адәмләрниң уларниң әтрапиға олишивалғанлиғини, бир нәччә Тәврат устазлириниң улар билән муназирә қилишиватқанлиғини көрди. \v 15 Уни көргән пүтүн халайиқ интайин һәйран болушти вә жүгүрүп келип униң билән саламлашти. \v 16 У улардин: \m — Улар билән немә тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр, — дәп сориди. \f □ \fr 9:16 \fr*\ft \+bd «У улардин: — ... дәп сориди»\+bd* — «улар» мошу йәрдә (1) мухлислирини; (2) халайиқниң өзлирини (3) Тәврат устазлирини көрситиши мүмкин. Бизниңчә (2) яки (3) тоғра болуши керәк; халайиқтин бири мошу соалға җавап бериду. Бәзи кона көчүрмилиридә «улар»ниң орнида «Тәврат устазлири» дейилиду.\ft*\f* \v 17 Халайиқтин бирәйлән униңға: \m — Устаз, мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим, чүнки униңға гача қилғучи бир роһ чаплишивалған. \f □ \fr 9:17 \fr*\ft \+bd «мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим»\+bd* — бу кишиниң «сениң алдиңға» дегини униң Мәсиһ вә мухлислирини «бир адәмдәк» дәп қарайтти, дәп билдүриду. Бир тәрәптин мошу көзқараш тоғридур.\ft*\f* \x + \xo 9:17 \xo*\xt Мат. 17:14; Луқа 9:37,38.\xt*\x* \v 18 Һәр қетим роһ уни чирмивалса, уни тартиштуруп жиқитиду, шуниң билән балиниң ағзи көпүклишип, чишлири киришип кетиду; қақшал болуп қалиду. Мухлислириңдин җинни һайдивәткәйсиләр дәп тилидим, бирақ улар қилалмиди, — деди.\f □ \fr 9:18 \fr*\ft \+bd «уни тартиштуруп жиқитиду»\+bd* — яки «уни йәргә жиқитиветиду». \+bd «қақшал болуп қалиду»\+bd* — яки «пүтүн әзайи қетип қалиду».\ft*\f* \m \v 19 У җававән: — Әй етиқатсиз дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди. \m \v 20 Улар балини униң алдиға елип кәлди. Әйсани көрүш биләнла роһ балиниң пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бала жиқилип, ағзидин көпүк чиққан пети йәрдә жумилап кәтти.\x + \xo 9:20 \xo*\xt Мар. 1:26.\xt*\x* \m \v 21 У балиниң атисидин: \m — Бу иш бешиға кәлгинигә қанчә узун болди? — дәп сориди. \m У: — Кичигидин тартип шундақ, \v 22 җин уни һалак қилиш үчүн көп қетим отқа вә суға ташлиди. Әнди бир амал қилалисаң, бизгә ич ағритип шапаәт қилғайсән! — деди. \m \v 23 Әйса униңға: — «Қилалисаң!» дәйсәнғу! Ишәштә болған адәмгә һәммә иш мүмкиндур! — деди.\x + \xo 9:23 \xo*\xt Луқа 17:6.\xt*\x* \m \v 24 Балиниң атиси дәрһал: — Мән ишинимән; ишәшсизлигимгә мәдәт қилғайсән! — деди жиғлап нида қилип. \v 25 Әнди Әйса көпчиликниң жүгүрүшүп кәлгәнлигини көрүп, һелиқи напак роһқа тәнбиһ берип: \m — Әй адәмни гас вә гача қилғучи роһ! Буйруқ қилимәнки, униңдин чиқ, иккинчи киргүчи болма! — деди. \m \v 26 Шу һаман җин бир чирқириди-дә, балини дәһшәтлик тартиштуруп, униңдин чиқип кәтти. Бала өлүктәк йетип қалди, халайиқниң көпинчиси «У өлди!» дейишти. \v 27 Лекин Әйса балини қолидин тутуп йөлиди, бала орнидин турди. \m \v 28 Әйса өйгә киргәндин кейин, мухлислири униң билән ялғуз қалғанда униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдиветәлмидуқ? — дәп сорашти.\x + \xo 9:28 \xo*\xt Мат. 17:19.\xt*\x* \m \v 29 У уларға: — Бу хил \add җин\add* дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас, — деди.\f □ \fr 9:29 \fr*\ft \+bd «Бу хил җин дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «розидин» дегән сөз тепилмайду.\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши \r Мат. 17:22-23; Луқа 9:43-45 \m \v 30 Улар шу йәрдин айрилип, Галилийәдин өтүп кетивататти. Бирақ у буни һеч кимниң билишини халимайтти. \x + \xo 9:30 \xo*\xt Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.\xt*\x* \v 31 Чүнки у мухлислириға: \m — Инсаноғли инсанларниң қолиға тапшурулуп, улар уни өлтүриду. Өлтүрүлүп үч күндин кейин у тирилиду, — дегән тәлимни беривататти. \v 32 Лекин \add мухлислар\add* бу сөзни чүшәнмиди һәмдә униңдин сорашқиму петиналмиди. \b \m \s1 Һәқиқий улуқ ким? \r Мат. 18:1-5; Луқа 9:46-48 \m \v 33 У КәпәрНаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндә у улардин: \m — Йолда немә тоғрисида мулаһизиләштиңлар? — дәп сориди. \x + \xo 9:33 \xo*\xt Мат. 18:1; Луқа 9:46; 22:24.\xt*\x* \v 34 Лекин улар шүк турди, чүнки улар йолда қайсимиз әң улуқ дәп бир-бири билән мулаһизиләшкән еди. \m \v 35 У олтирип, он иккәйләнни йениға чақирип, уларға: \m — Ким биринчи болушни истигән болса, шу һәммәйләнниң әң ахирқиси вә һәммәйләнниң хизмәткари болсун, — деди. \x + \xo 9:35 \xo*\xt Мат. 20:27; Мар. 10:43.\xt*\x* \v 36 Андин у кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди:\x + \xo 9:36 \xo*\xt Мар. 10:16.\xt*\x* \m \v 37 — Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду. Ким мени қобул қилса, у мени әмәс, бәлки мени әвәткүчини қобул қилған болиду.\f □ \fr 9:37 \fr*\ft \+bd «Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса...»\+bd* — яки «ким мениң намимда мошундақ кичик балини күтсә...».\ft*\f* \x + \xo 9:37 \xo*\xt Мат. 18:5; Луқа 9:48; Юһ. 13:20.\xt*\x* \b \m \s1 Қарши турмаслиқниң өзи қоллиғанлиқтур \r Луқа 9:49-50 \m \v 38 Юһанна униңға: \m — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшкәнләрдин болмиғачқа, уни тостуқ, — деди.\x + \xo 9:38 \xo*\xt Луқа 9:49.\xt*\x* \m \v 39 Лекин Әйса: — Уни тосмаңлар. Чүнки мениң намим билән бир мөҗизә яратқан бириси арқидинла мениң үстүмдин яман гәп қилиши мүмкин әмәс. \x + \xo 9:39 \xo*\xt 1Кор. 12:3.\xt*\x* \v 40 Чүнки бизгә қарши турмиғанлар бизни қоллиғанлардур. \v 41 Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Мәсиһкә мәнсуп болғанлиғиңлар үчүн, мениң намимда силәргә һәтта бирәр пиялә су бәргән кишиму өз инъамиға еришмәй қалмайду.\x + \xo 9:41 \xo*\xt Мат. 10:42.\xt*\x* \b \m \s1 Гунаниң езитқулуғи \r Мат. 18:6-9; Луқа 17:1-2 \m \v 42 Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини гунаға путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.\x + \xo 9:42 \xo*\xt Мат. 18:6; Луқа 17:2.\xt*\x* \m \v 43 Әгәр әнди қолуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. \x + \xo 9:43 \xo*\xt Қан. 13:7; Мат. 5:30; 18:8.\xt*\x* \v 44 Чүнки дозақта шуларни \add йәйдиған\add* қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.\f □ \fr 9:44 \fr*\ft \+bd «Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә бу 44- вә 46-айәт тепилмайду.\ft*\f* \x + \xo 9:44 \xo*\xt Йәш. 66:24.\xt*\x* \m \v 45 Әгәр әнди путуң сени \add гунаға\add* путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки путуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа ташланғиниңдин көрә, токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәл. \v 46 Чүнки дозақта шуларни \add йәйдиған\add* қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.\x + \xo 9:46 \xo*\xt Йәш. 66:24\xt*\x* \m \v 47 Әгәр көзүң сени \add гунаға\add* путлаштурса, уни оюп ташливәт. Икки көзүң бар һалда отлуқ дозаққа ташланғиниңдин көрә, сиңар көзлүк болуп Худаниң падишалиғиға киргиниң әвзәл. \v 48 Чүнки дозақта шуларни \add йәйдиған\add* қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.\x + \xo 9:48 \xo*\xt Йәш. 66:24\xt*\x* \m \v 49 Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду.\f □ \fr 9:49 \fr*\ft \+bd «Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду»\+bd* — бу сирлиқ җүмлә чоқум «Лав.» 2:13, «Чөл.» 31:23, «Әз.» 43:23, «Йәш.» 34:6 вә 66:20 һәмдә жуқуриқи 42-48 айәтләр билән мунасивәтликтур. Мәнаси бәлким: — (1) гөш-көктатларни туз билән узун сақлиғили болғандәк, Мәсиһгә ишәнмигәнләр дозақниң отида «чиримай, сақлинип» мәңгү җазалиниду; яки (2) Мәсиһгә әгәшкәнләр мошу дунияда (туз яриға сепилгәндәк) җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; яки (3) мәнаси һәр икки тәрәптикидәк болиду — демәк, һәр бир киши өзиниң Әйса Мәсиһкә болған мунасивитидә мувапиқ җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; етиқатчилар мошу дунияда җапа-мушәққәтләр арқилиқ тавлинип паклиниду, етиқатсизлар дозақта мәңгү азап тартиду. Бизниңчә 3-мәниси тоғра келиши мүмкин. Рәббимиз бу йәрдә һәм етиқатчиларни һәм етиқатсизларниму көздә тутиду. Бизниңчә пәқәт етиқатчилар Худаға атилидиған қурбанлиқ болалайду, шуңа айәтниң биринчи қисимда һәммә адәм, иккинчи қисимда етиқатчилар («қурбанлиқ» сүпитидә) көздә тутулиду.\ft*\f* \x + \xo 9:49 \xo*\xt Лав. 2:13.\xt*\x* \m \v 50 Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар.\f □ \fr 9:50 \fr*\ft \+bd «Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?»\+bd* — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк. \+bd «Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар»\+bd* — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси үчүн «Мат.» 5:13, «Әф.» 4:29, «Кол.» 4:6ни көрүң. Етиқатчилар «тузлуқ» болса өзини пак тутиду, лекин буниңдин Һали чоңлиқ қилмайду — бәлки муһәббити, хатирҗәмлиги вә хошаллиғи билән гунада тутулғанларни Худаниң йолиға җәлип қилғучилардур.\ft*\f* \x + \xo 9:50 \xo*\xt Мат. 5:13; Луқа 14:34; Рим. 12:18; Ибр. 12:14.\xt*\x* \b \b \m \c 10 \s1 Талақ тоғрисидики тәлим \r Мат. 19:1-12 \m \v 1 У у йәрдин қозғилип, Йәһудийә өлкиси тәрәплиридин өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларғиму барди. Топ-топ адәмләр йәнә униң әтрапиға олишивалған еди. У адити бойичә уларға тәлим беришкә башлиди.\x + \xo 10:1 \xo*\xt Мат. 19:1.\xt*\x* \v 2 Бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин: \m — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.\f □ \fr 10:2 \fr*\ft \+bd «қилтаққа чүшүрүш мәхситидә»\+bd* — әслидә Йәһя пәйғәмбәр Һерод падишаға «талақ қилсаң болмайду» дәп тәнбиһ берип, униң чишиға тегип өлтүрүлгән еди. Шүбһисизки, Пәрсийләрниң мәхсәтлириниң бири: — Әйсаму «талақ қилишқа болмайду» десә, Һерод падиша уни Йәһяға охшаш өлтүрүветәтти.\ft*\f* \m \v 3 Лекин у җававән: — Муса \add пәйғәмбәр\add* силәргә немә дәп буйруған? — деди. \v 4 Улар: — Муса \add пәйғәмбәр\add* кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти.\f □ \fr 10:4 \fr*\ft \+bd «Муса пәйғәмбәр кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған»\+bd* — мошу әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду. \ft*\fp Йәнә «қоюп бериш» тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.\fp*\f* \x + \xo 10:4 \xo*\xt Қан. 24:1, 3; Йәр. 3:1; Мат. 5:31.\xt*\x* \m \v 5 Әйса уларға: \m — Таш жүрәклигиңлардин у силәргә бу әмирни пүткән; \v 6 лекин Худа аләм апиридә болғинида \add инсанларни\add* «Әр вә аял қилип яратти».\x + \xo 10:6 \xo*\xt Яр. 1:27, 2:24, 5:2; Мат. 19:4.\xt*\x* \v 7 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип\x + \xo 10:7 \xo*\xt Яр. 2:24; 1Кор. 6:16; Әф. 5:31.\xt*\x* \v 8 иккилиси бир тән болиду». Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду.\f □ \fr 10:8 \fr*\ft \+bd «шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккилиси бир тән болиду»\+bd* — «Яр.» 2:24.\ft*\f* \x + \xo 10:8 \xo*\xt Яр. 2:24\xt*\x* \v 9 Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.\x + \xo 10:9 \xo*\xt 1Кор. 7:10.\xt*\x* \m \v 10 Улар өйгә қайтип келип киргәндә, мухлислири униңдин бу һәқтә сориди. \v 11 У уларға: \m — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши аялиға гуна қилип зина қилған болиду. \x + \xo 10:11 \xo*\xt Мат. 5:32; 19:9; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.\xt*\x* \v 12 Ерини қоюветип, башқа әргә тәккән аялму зина қилған болиду, — деди.\f □ \fr 10:12 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Аял\+bdit* .... ерини қоюветип... » — Йәһудий җәмийитидә бу интайин аз көрүлидиған әһвал. Лекин Йәһудий әмәсләр арисида дайим йүз берәтти. Шуңа шүбһисизки, Мәсиһниң мошу йәрдә көздә тутқини Йәһудий әмәсләрниму өз ичигә алиду. \ft*\fp Йәнә «қоюп бериш» («талақ қилиш») тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.\fp*\f* \b \m \s1 Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши \r Мат. 19:13-15; Луқа 18:15-17 \m \v 13 Қолуңни тәккүзгәйсән дәп, кишиләр кичик балилирини униң алдиға елип келивататти. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди. \x + \xo 10:13 \xo*\xt Мат. 19:13; Луқа 18:15.\xt*\x* \v 14 Буни көргән Әйса аччиқлинип, мухлислириға: \m Балилар алдимға кәлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур. \f □ \fr 10:14 \fr*\ft \+bd «Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур»\+bd* — яки «Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур».\ft*\f* \x + \xo 10:14 \xo*\xt Мат. 18:3; 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2.\xt*\x* \v 15 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди. \v 16 Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.\f □ \fr 10:16 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди»\+bd* — бу айәттики грек тилиға қариғанда, мүмкинчилиги барки, у бир-бирләп қучағлап, балиларға айрим-айрим бәхит тилиди.\ft*\f* \x + \xo 10:16 \xo*\xt Мат. 19:15; Мар. 9:36.\xt*\x* \b \m \s1 Пулдарлар Худаниң падишалиғиға кирәләмду? \r Мат. 19:16-30; Луқа 18:18-30 \m \v 17 У йолға чиққанда, бириси униң алдиға жүгүрүп келип, униң алдида тизлинип униңдин: \m — И яхши устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа мираслиқ қилимән? — дәп сориди.\x + \xo 10:17 \xo*\xt Мат. 19:16; Луқа 18:18.\xt*\x* \m \v 18 Лекин Әйса униңға: \m — Мени немишкә яхши дәйсән? Пәқәт биридин, йәни Худадин башқа һеч ким яхши әмәстур. \v 19 Сән Тәвраттики «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәрһиз-пәрзләрни билисән, — деди.\f □ \fr 10:19 \fr*\ft \+bd «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил»\+bd* — мошу әмирләр «Мис.» 20:12-16, «Қан.» 5:16-20 вә 24:14дә тепилиду.\ft*\f* \x + \xo 10:19 \xo*\xt Мис. 20:12-16; 21:12; Қан. 5:16-20; Қан. 24:14; Рим. 13:9.\xt*\x* \m \v 20 У адәм җававән: — Устаз, буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди. \m \v 21 Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди вә униңға: \m — Сәндә йәнә бир иш кәм. Берип пүтүн мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин! — деди.\f □ \fr 10:21 \fr*\ft \+bd «...Андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин!»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «крест көтирип» дегән сөз тепилмайду. «Крест көтириш» дегән уқум тоғрисида «Мат.» 10:38дики изаһат вә башқа изаһатларни көрүң. \ft*\fp «Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди» дегән сөзигә қариғанда, мүмкинчилиги барки, мәңгүлүк һаятни издигән яш бай жигит дәл Маркусниң өзи еди. Бу жигит Маркус болмиса, «Әйсаниң муһәббити» тоғрилиқ қандақму хәвәр тапалайду?\fp*\f* \x + \xo 10:21 \xo*\xt Мат. 6:19; Луқа 12:33; 1Тим. 6:17.\xt*\x* \m \v 22 Лекин мошу сөзни аңлап, униң чирайи тутулуп, қайғуға чөмүп у йәрдин кәтти. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. \m \v 23 Андин Әйса чөрисигә сәпселип қарап, мухлислириға: \m — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәсликтә болиду-һә! — деди.\x + \xo 10:23 \xo*\xt Пәнд. 11:28; Мат. 19:23; Луқа 18:24.\xt*\x* \m \v 24 Мухлислар униң сөзлиригә интайин һәйран болушти, лекин Әйса уларға йәнә җававән: \m — Балилирим, мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә! \f □ \fr 10:24 \fr*\ft \+bd «мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә!»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «мал-мүлүкләргә таянғанлар үчүн» дегән сөз тепилмайду.\ft*\f* \v 25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди. \m \v 26 Улар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп, бир-биридин: \m Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти. \v 27 Әйса уларға қарап: \m — Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худа үчүн мүмкин әмәс болмайду; чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.\f □ \fr 10:27 \fr*\ft \+bd «чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду»\+bd* — грек тилида: «чүнки Худа билән һәммә иш мүмкин болиду».\ft*\f* \x + \xo 10:27 \xo*\xt Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37.\xt*\x* \m \v 28 Буниң билән Петрус униңға: \m — Мана, биз болсақ, һәммини ташлап саңа әгәштуқ!? — дегили турди.\x + \xo 10:28 \xo*\xt Мат. 4:20; 19:27; Луқа 5:11; 18:28.\xt*\x* \m \v 29 Әйса униңға җававән мундақ деди: \m — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өйи, ака-укилири, ача-сиңиллири, атиси, аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси \v 30 бу заманда буларниң йүз һәссисигә, йәни өй, ака-ука, ача-сиңил, ана, балилар вә йәр-зиминларға (зиянкәшликләр қошулған һалда) муйәссәр болмай қалмайду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. \v 31 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.\x + \xo 10:31 \xo*\xt Мат. 19:30; 20:16; Луқа 13:30.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши \r Мат. 20:17-19; Луқа 18:31-34 \m \v 32 Улар Йерусалимға чиқидиған йолда еди, Әйса һәмминиң алдида кетивататти. \add Мухлислири\add* бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Әйса он иккәйләнни йәнә өз йениға тартип, уларға өз бешиға чүшидиғанлирини уқтурушқа башлап:\f □ \fr 10:32 \fr*\ft \+bd «мухлислири»\+bd* —Мошу йәрдә грек тилида «улар» билән билдүрүлиду. \+bd «Мухлислири бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти»\+bd* — уларниң һәйран қелиш яки қорқунучта болушниң сәвәви: (1) у адәттикидәк улар билән биллә маңмай, бәлким намәлум сәвәптин алдида ялғуз маңатти; (2) у хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған шу шәһәргә алдирап кетиватиду.\ft*\f* \x + \xo 10:32 \xo*\xt Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.\xt*\x* \m \v 33 — Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду вә ят әлликләргә тапшуриду. \v 34 Улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап, униң үстигә төкүриду вә уни өлтүриду. Лекин үч күндин кейин у қайта тирилиду, — деди.\f □ \fr 10:34 \fr*\ft \+bd «улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап...»\+bd* — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаланғучи ялаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти. Җазаланғучи бәзи вақитларда һәтта мошу қамчилаштин өләтти.\ft*\f* \b \m \s1 Яқуп билән Юһаннаниң тәливи \r Мат. 20:20-28 \m \v 35 Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна униң алдиға келип: \m — Устаз, сәндин немә тилисәк орундап бәрсәң, дәп өтүнимиз, — дейишти.\x + \xo 10:35 \xo*\xt Мат. 20:20.\xt*\x* \m \v 36 У уларға: — Силәргә немә қилип беришимни халайсиләр? — деди. \m \v 37 — Сән шан-шәривиңдә болғиниңда, биримизни оң йениңда, биримизни сол йениңда олтарғузғайсән, — дейишти улар. \m \v 38 Әйса уларға җававән: — Немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр. Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр? Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?\f □ \fr 10:38 \fr*\ft \+bd «Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр?»\+bd* — бу айәттики «қәдәһ» дегән сөз, Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә кресттики өлүмини көздә тутиду. \+bd «Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?»\+bd* — Мәсиһ көрсәткән бу «чөмүлдүрүш» шүбһисизки, өз өлүмидур. «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имиздә язған «чөмүлдүрүш» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 10:38 \xo*\xt Мат. 20:22; Луқа 12:49,50.\xt*\x* \m \v 39 — Қилалаймиз, — дейишти улар. \m Әйса уларға: \m — Дәрвәқә, мән ичидиған қәдәһимни силәрму ичисиләр вә мән қобул қилидиған чөмүлдүрүлүш билән чөмүлдүрүлисиләр. \v 40 Бирақ оң яки сол йенимда олтиришқа несип болуш мениң илигимдә әмәс; бәлки кимләргә тәйярланған болса, шуларға берилиду, — деди.\x + \xo 10:40 \xo*\xt Мат. 25:34.\xt*\x* \m \v 41 Буниңдин хәвәр тапқан \add қалған\add* он \add мухлис\add* Яқуп билән Юһаннадин хапа болушқа башлиди. \x + \xo 10:41 \xo*\xt Мат. 20:24.\xt*\x* \v 42 Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: \m — Силәргә мәлумки, ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду. \f □ \fr 10:42 \fr*\ft \+bd «ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду»\+bd* — «ят әлләр» мошу сөз адәттә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Лекин мошу йәрдә етиқатсиз, Худани тонумайдиған дуниядики әлләрни тәкитләйду.\ft*\f* \x + \xo 10:42 \xo*\xt Мат. 20:25; Луқа 22:25.\xt*\x* \v 43 Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмайду; бәлки силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у силәрниң хизмитиңларда болсун; \x + \xo 10:43 \xo*\xt 1Пет. 5:3.\xt*\x* \v 44 вә ким араңларда биринчи болушни истисә, у һәммә адәмниң қули болсун. \v 45 Чүнки Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик мениң хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди.\f □ \fr 10:45 \fr*\ft \+bd «Инсаноғлиму... җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди»\+bd* — немидин «азат қилиш»? — гунадин азат қилиштур.\ft*\f* \x + \xo 10:45 \xo*\xt Юһ. 13:14; Әф. 1:7; Фил. 2:7; Кол. 1:14; 1Тим. 2:6; Тит. 2:14.\xt*\x* \b \m \s1 Қариғу Бартимайниң көзиниң сақайтилиши \r Мат. 20:29-34; Луқа 18:35-43 \m \v 46 Улар Йерихо шәһиригә кәлди. \add Әйса\add* мухлислири вә зор бир топ адәмләр билән биллә Йериходин чиққан вақитта, Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти. \f □ \fr 10:46 \fr*\ft \+bd «Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли»\+bd* — «қариғу» грек тилида «һелиқи қариғу» дейилиду — демәк, Бартимай җамаәтләр ичидә көп адәмләргә тонуш еди.\ft*\f* \x + \xo 10:46 \xo*\xt Мат. 20:29; Луқа 18:35.\xt*\x* \v 47 У «Насарәтлик Әйса»ниң у йәрдә екәнлигини аңлап: \m — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп товлашқа башлиди.\f □ \fr 10:47 \fr*\ft \+bd «и Давутниң оғли Әйса...!»\+bd* — Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бешарәтлик язмилири бойичә Мәсиһ Давут падишаниң әвлатлиридин болуши керәк еди. Шуңа «Давутниң оғли» Мәсиһниң йәнә бир атилиши еди.\ft*\f* \m \v 48 Нурғун адәмләр уни «Үн чиқарма» дәп әйиплиди. Лекин у: \m — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән, — дәп техиму үнлүк товлиди. \m \v 49 Әйса тохтап: \m Уни чақириңлар, — деди. Шуниң билән улар қариғуни чақирип униңға: \m — Жүрәклик бол! Орнуңдин тур, у сени чақириватиду! — дейишти. \v 50 У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп Әйсаниң алдиға кәлди. \m \v 51 Әйса җававән униңдин: \m — Сән мени немә қил дәйсән? — дәп сориди. \m Қариғу: \m — И егәм, қайта көридиған болсамиди! — деди.\f □ \fr 10:51 \fr*\ft \+bd «И егәм, қайта көридиған болсамиди!»\+bd* — «егәм» мошу йәрдә грек тилида интайин чоңқур һөрмәтни ипадиләйдиған «Раббони» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \m \v 52 Әйса униңға: \m — Йолуңға қайтсаң болиду, етиқатиң сени сақайтти, — девиди, у шуан көрәләйдиған болди вә йол бойи Әйсаға әгишип маңди.\x + \xo 10:52 \xo*\xt Мат. 9:22; Мар. 5:34.\xt*\x* \b \b \m \c 11 \s1 Әйсаниң Йерусалимға тәнтәнилик кириши \r Мат. 21:1-11; Луқа 19:28-40; Юһ. 12:12-19 \m \v 1-2 Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, у икки мухлисиға алдин маңдуруп уларға: \m — Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар.\f □ \fr 11:1-2 \fr*\ft \+bd «адәм балисиниң \+bd*\+bdit техи\+bdit* минип бақмиған бир тәхәй» — мундақ улаққа хатирҗәм миниши адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 11:1-2 \xo*\xt Мат. 21:1; Луқа 19:29.\xt*\x* \v 3 Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти вә у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — дәңлар, — дәп тапилиди.\f □ \fr 11:3 \fr*\ft \+bd «у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси «у дәрһал силәргә йетилитип қойиду».\ft*\f* \m \v 4 Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар танини йәшти.\f □ \fr 11:4 \fr*\ft \+bd «Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди»\+bd* — адәттә кочилар интайин тар болғачқа, мал-чарвилар кочида бағлап қоюлмайтти. Тәхәйниң «һәдә йол»да бағлағлиқ болуши Худаниң ирадисиниң уларниң уни елип меңиши оғрилиқчә иш болмисун дегәнлигини испатлайду.\ft*\f* \v 5 У йәрдә турғанлардин бәзиләр: \m — Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти. \v 6 Мухлислар Әйсаниң буйруғинидәк җавап бәрди, һелиқи кишиләр уларға йол қойди. \v 7 Мухлислар тәхәйни Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз йепинча-чапанлирини ташлиди; у үстигә минди.\x + \xo 11:7 \xo*\xt 2Пад. 9:13; Юһ. 12:14.\xt*\x* \v 8 Әнди нурғун кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди.\f □ \fr 11:8 \fr*\ft \+bd «...башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «башқилири етизлардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди» дәп оқулиду.\ft*\f* \v 9 Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр: \m «Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! \x + \xo 11:9 \xo*\xt Зәб. 117:26.\xt*\x* \v 10 Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти.\f □ \fr 11:10 \fr*\ft \+bd «Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!»\+bd* — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң. \ft*\fp Оқурмәнләрниң есидә барки, «мубарәк» дегән сөзниң «бәхит-бәрикәт көрсун!» яки «бәхит-бәрикәтлик болсун!» дегән түп мәнаси бар.\fp*\f* \m \v 11 У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди; вә әтрапидики һәммини көздин кәчүргәндин кейин, вақит бир йәргә берип қалғачқа, он иккәйлән билән биллә йәнә Бәйт-Анияға чиқти.\f □ \fr 11:11 \fr*\ft \+bd «У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди»\+bd* — Йерусалимдики бу чоң ибадәтхана тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Һагай»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 11:11 \xo*\xt Мат. 21:12,14; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.\xt*\x* \b \m \s1 Мевисиз әнҗир дәриғиниң ләнәткә қелиши \r Мат. 21:18-19 \m \v 12 Әтиси, улар Бәйт-Аниядин чиққанда, униң қосиғи ечип кәткән еди. \x + \xo 11:12 \xo*\xt Мат. 21:18.\xt*\x* \v 13 Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди; лекин түвигә кәлгәндә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмиди. Чүнки бу әнҗир пишидиған пәсил әмәс еди. \f □ \fr 11:13 \fr*\ft \+bd «Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди»\+bd* — Қанаан (Пәләстин)дики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк. \ft*\fp Бу әнҗүр дәрихидә көрүнгән карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.\fp*\f* \v 14 У дәрәққә сөз қилип: \m — Буниңдин кейин мәңгү һеч ким сәндин мевә йемигәй! — деди. Мухлислириму буни аңлиди. \b \m \s1 Әйсаниң ибадәтханини тәртипкә селиши \r Мат. 21:12-17; Луқа 19:45-48; Юһ. 2:13-22 \m \v 15 Улар Йерусалимға кәлди; у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти; \f □ \fr 11:15 \fr*\ft \+bd «у ибадәтхана һойлилириға кирип...»\+bd* — ибадәтхана тоғрилиқ: әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) болуп, бу Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти. \+bd «у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти»\+bd* — ибадәтхана һойлилирида сетилған һайван вә учар-қанатлар хәлиқниң қурбанлиқ қилиши үчүн еди. Ибадәтханиға сәдиқә бәргүчиләр пулини йәрлик пулға тегишкәндин кейин бериши керәк еди.\ft*\f* \x + \xo 11:15 \xo*\xt Мал.3:1-5; Мат. 21:12; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.\xt*\x* \v 16 вә һеч кимниң һеч қандақ мал-буюмларни ибадәтхана һойлилиридин көтирип өтүшигә йол қоймиди. \v 17 У хәлиққә: \m — Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дәп пүтүлгән әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар! — дәп тәлим башлиди.\f □ \fr 11:17 \fr*\ft \+bd ««Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду»... силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар!»\+bd* — «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 11:17 \xo*\xt 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Луқа 19:46.\xt*\x* \m \v 18 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, уни йоқитишниң чарисини издәшкә башлиди; пүткүл халайиқ униң тәлимигә тәәҗҗуплинип қалғачқа, улар униңдин қорқатти.\x + \xo 11:18 \xo*\xt Йәш.49:7, Мат.21:46.\xt*\x* \m \v 19 Кәчқурун, у \add мухлислири\add* \add билән\add* шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти.\f □ \fr 11:19 \fr*\ft \+bd «Кәчқурун, у мухлислири билән шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти»\+bd* — грек тилида «Кәчқурун, улар шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти». Башқа бир хил тәрҗимиси: «Кәчқурунлири, Әйса билән мухлислири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти». Ишлар дәрвәқә һәр күни шундақ болатти.\ft*\f* \b \m \s1 Әнҗир дәриғидин елинидиған ибрәт \m \v 20 Әтиси сәһәрдә, улар әнҗир дәриғиниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини байқашти. \f □ \fr 11:20 \fr*\ft \+bd «дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткән...»\+bd* — бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.\ft*\f* \v 21 \add Дәрәқни һалитини\add* есигә кәлтүргән Петрус: \m — Устаз, қара, сән қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.\f □ \fr 11:21 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — грек тилида «Рабби».\ft*\f* \m \v 22 Әйса уларға җававән мундақ деди: \m — Худаниң ишәшидә болуңлар. \f □ \fr 11:22 \fr*\ft \+bd «Худаниң ишәшидә болуңлар»\+bd* — грек тилида «Худаниң ишәшигә егә болуңлар».\ft*\f* \v 23 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, кимдәким бу таққа: Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десә вә шундақла қәлбидә һеч гуман қилмай, бәлки ейтқининиң әмәлгә ешишиға ишәш бар болса, у ейтқан иш униң үчүн әмәлгә ашиду. \x + \xo 11:23 \xo*\xt Мат. 17:20; 21:21; Луқа 17:6.\xt*\x* \v 24 Шу сәвәптин мән силәргә шуни ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр бир нәрсә болса, шуниңға ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда, тилигиниңлар әмәлгә ашиду.\x + \xo 11:24 \xo*\xt Йәр. 29:12; Мат. 7:7; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5, 6; 1Юһа. 3:22; 5:14.\xt*\x* \m \v 25 Вә орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә ғумиңлар болса, уни кәчүрүңлар. Шуниң билән әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. \x + \xo 11:25 \xo*\xt Мат. 6:14; Кол. 3:13.\xt*\x* \v 26 Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду.\f □ \fr 11:26 \fr*\ft \+bd «Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу -26-айәт тепилмайду. Немила болмисун, бу айәт һәқиқәттур. «Мат.» 6:15ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 11:26 \xo*\xt Мат. 18:35.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң һоқуқиниң сүрүштүрүлүши \r Мат. 21:23-27; Луқа 20:1-8 \m \v 27 Улар Йерусалимға қайтидин кирди. У ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар униң йениға келип:\x + \xo 11:27 \xo*\xt Мат. 21:23; Луқа 20:1.\xt*\x* \m \v 28 — Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу ишларни қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.\x + \xo 11:28 \xo*\xt Мис. 2:14; Рос. 4:7; 7:27.\xt*\x* \m \v 29 Әйса уларға җававән: \m — Мәнму силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән: \v 30 — Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш болса, әрштинму, яки инсанлардинму? Маңа җавап бәрсәңларчу! \m \v 31 Улар өз ара мулаһизә қилишип: \m — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду. \f □ \fr 11:31 \fr*\ft \+bd «Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду»\+bd* — мошу диний әрбабларниң һәммиси әслидә Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чөмүлдүрүшини рәт қилған еди, әлвәттә.\ft*\f* \m \v 32 Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк,... болмайду! — дейишти (чүнки барлиқ хәлиқ Йәһяни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улар хәлиқтин қорқатти).\x + \xo 11:32 \xo*\xt Мат. 14:5; Мар. 6:20.\xt*\x* \m \v 33 Буниң билән, улар Әйсаға: \m — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. \m — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға. \b \b \m \c 12 \s1 Рәзил иҗарикәшләр һәққидики тәмсил \r Мат. 21:33-46; Луқа 20:9-19 \m \v 1 Андин, у уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: \m — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту; у бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунарини ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту.\x + \xo 12:1 \xo*\xt Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1; Йәр. 2:21; 12:10; Мат. 21:33; Луқа 20:9.\xt*\x* \v 2 Үзүм пәсли кәлгәндә, бағвәнләрдин үзүмзарлиқтики мевиләрдин \add тегишлигини\add* әкелиш үчүн бир қулини уларниң йениға әвәтипту. \m \v 3 Лекин улар уни тутувелип думбалап, қуруқ қол қайтурупту. \v 4 Ғоҗайин йәнә бир қулни уларниң йениға әвәтипту. Уни болса улар чалма-кесәк қилип, баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту. \v 5 Ғоҗайин йәнә бирисини әвәтипту. Лекин уни улар өлтүрүпту. У йәнә тола қулларни әвәтипту, лекин улар бәзилирини думбалап, бәзилирини өлтүрүпту. \v 6 Ғоҗайинниң йенида пәқәт униң сөйүмлүк бир оғлила қалғачқа, улар оғлумниғу һөрмәт қилар дәп, у уни әң ахири болуп бағвәнләрниң йениға әвәтипту. \v 7 Лекин шу бағвәнләр өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветәйли, шуниң билән мираси бизниңки болиду!» дейишипту.\x + \xo 12:7 \xo*\xt Яр. 37:18; Зәб. 2:8; Мат. 26:3; Юһ. 11:53\xt*\x* \v 8 Шуңа улар уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташливетипту. \v 9 Әнди үзүмзарлиқниң ғоҗайини қандақ қилиду? У өзи келип бағвәнләрни өлтүриду вә үзүмзарлиқни башқиларға бериду. \v 10 Әнди силәр муқәддәс язмилардин муну айәтни оқуп бақмиғанмусиләр? — \m «Тамчилар ташливәткән таш болса, \m Буҗәк теши болуп тикләнди.\f □ \fr 12:10 \fr*\ft \+bd «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди»\+bd* — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.\ft*\f* \x + \xo 12:10 \xo*\xt Зәб. 117:22-23; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.\xt*\x* \m \v 11 Бу иш Пәрвәрдигардиндур, \m Көзимиз алдида карамәт бир иштур»\f □ \fr 12:11 \fr*\ft \+bd «... Бу иш Пәрвәрдигардиндур, көзимиз алдида карамәт бир иштур»\+bd* — толуқ бешарәт (10-11) «Зәб.» 117:22-23дә тепилиду.\ft*\f* \x + \xo 12:11 \xo*\xt Зәб. 117:22,23\xt*\x* \b \m \v 12 Улар униң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди; шуңа улар уни тутуш йолини издәшти; һалбуки, халайиқтин қорқушуп, уни ташлап кетип қалди. \b \m \s1 «Қәйсәргә баҗ тапшурамдуқ?» дегән қилтақ \r Мат. 22:15-22; Луқа 20:20-26 \m \v 13 Шуниңдин кейин, улар бир нәччә Пәрисий вә Һеродниң тәрәпдарлирини уни өз сөзи билән қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униң алдиға әвәтти. \f □ \fr 12:13 \fr*\ft \+bd «Һерод \+bd*\+bdit падиша\+bdit*ниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. \ft*\fp «Һеродлар» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.\fp*\f* \x + \xo 12:13 \xo*\xt Мат. 22:15; Луқа 20:20.\xt*\x* \v 14 Улар келип униңға: — Устаз, силини сәмимий адәм, адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмайду, һеч кимгә ян басмайду, бәлки кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду, дәп билимиз. \add Силичә\add*, \add Рим императори\add* Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? \f □ \fr 12:14 \fr*\ft \+bd «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...»\+bd* — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. \+bd «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?»\+bd* — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.\ft*\f* \v 15 Зади баҗ тапшурамдуқ-тапшурмамдуқ? — дейишти. \m Лекин у уларниң сахтипәзлигини билип уларға: \m — Немишкә мени синимақчисиләр? Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай, — деди.\f □ \fr 12:15 \fr*\ft \+bd «Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай»\+bd* — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, үстигә Қәйсәрниң сүрити бесилған еди, әлвәттә. Бир «динариус» тәхминән бир адәмниң күнлүк һәққи болатти («Мат.» 20:2ни көрүң).\ft*\f* \m \v 16 Улар пулни елип кәлди, у улардин: \m — Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — дәп сориди. \m — Қәйсәрниң, — дейишти улар. \m \v 17 Әйса уларға җававән: — \add Ундақ болса\add*, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди. Шуниң билән улар униңға интайин һәйран қелишти.\f □ \fr 12:17 \fr*\ft \+bd «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар»\+bd* — демәк, «Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар» — Қәйсәргә баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болуп, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 12:17 \xo*\xt Мат. 17:25; 22:21; Рим. 13:7.\xt*\x* \b \m \s1 Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә \r Мат. 22:23-33; Луқа 20:27-40 \m \v 18 Андин «Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар униң алдиға келип қистап соал қойди:\f □ \fr 12:18 \fr*\ft \+bd «Садуқийлар»\+bd* — бу мәзһәпдикиләр тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 12:18 \xo*\xt Мат. 22:23; Луқа 20:27; Рос. 23:8.\xt*\x* \m \v 19 — Устаз, Муса \add пәйғәмбәр\add* Тәвратта бизгә: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» дәп язған. \f □ \fr 12:19 \fr*\ft \+bd «Бир киши өлүп кетип...»\+bd* — грек тилида «бирсниң акиси яки укиси өлсә,...». \+bd «униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим»\+bd* — «Қан.» 25:5.\ft*\f* \x + \xo 12:19 \xo*\xt Яр. 38:8; Қан. 25:5, 6.\xt*\x* \v 20 Бурун йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла өлди. \v 21 Иккинчи қериндиши йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй өлди. Үчинчисиниң әһвалиму униңкигә охшаш болди. \v 22 Шу тәриқидә йәттиси охшашла уни елип пәрзәнт көрмәй кәтти. Ахирда, у аялму аләмдин өтти. \v 23 Әнди тирилиш күнидә улар тирилгәндә, бу аял қайсисиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси уни хотунлуққа алған-дә! — дейишти. \m \v 24 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: \m — Силәр нә муқәддәс язмиларни нә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар сәвәвидин мошундақ азған әмәсмусиләр? \v 25 Чүнки өлүмдин тирилгәндә инсанлар өйләнмәйду, әргә тәгмәйду, бәлки әрштики пәриштиләргә охшаш болиду.\x + \xo 12:25 \xo*\xt Мат. 22:30; 1Юһа. 3:2.\xt*\x* \m \v 26 Әнди өлгәнләрниң тирилиши мәсилиси һәққидә \add Тәвратта\add*, йәни Мусаға чүшүрүлгән китаптики «тикәнлик» вақиәсидә, Худаниң униңға қандақ ейтқинини, йәни: «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» дегинини оқумидиңларму? \f □ \fr 12:26 \fr*\ft \+bd «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!»\+bd* — «Мис.» 3:6.\ft*\f* \x + \xo 12:26 \xo*\xt Мис. 3:6,15; Мат. 22:31,32; Рос. 7:32; Ибр. 11:16.\xt*\x* \v 27 У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур! Шуңа силәр қаттиқ езип кәткәнсиләр!\f □ \fr 12:27 \fr*\ft \+bd «У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур!»\+bd* — Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \b \m \s1 Әң муһим әмир \r Мат. 22:34-40; Луқа 10:25-28 \m \v 28 Уларға йеқин кәлгән, муназириләшкәнлирини аңлиған вә Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази униңдин: \m — Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди.\x + \xo 12:28 \xo*\xt Мат. 22:34; Луқа 10:25.\xt*\x* \m \v 29 Әйса мундақ җавап бәрди: \m — Әң муһим әмир шуки, «Аңлиғин, әй Исраил! Пәрвәрдигар Худайимиз болған Рәб бирдур. \x + \xo 12:29 \xo*\xt Қан. 4:35; 6:4-5; 10:12; Луқа 10:27.\xt*\x* \v 30 Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин». Мана бу әң муһим әмир. \v 31 Униңға охшайдиған иккинчи әмир болса: — «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй». Хечқандақ әмир булардин үстүн турмайду.\x + \xo 12:31 \xo*\xt Лав. 19:18; Мат. 22:39; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.\xt*\x* \m \v 32 Тәврат устази униңға: — Тоғра ейттиңиз, устаз, һәқиқәт бойичә сөзлидиңиз; чүнки У бирдур, Униңдин башқиси йоқтур; \f □ \fr 12:32 \fr*\ft \+bd «Чүнки у бирдур, униңдин башқиси йоқтур»\+bd* — «У» Худани көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \v 33 инсанниң Уни пүтүн қәлби, пүтүн әқли, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши барлиқ көйдүрмә қурбанлиқлар һәм башқа қурбанлиқ-һәдийәләрдинму артуқтур. \m \v 34 Әйса униң ақиланилик билән җавап бәргинини көрүп: \m — Сән Худаниң падишалиғидин жирақ әмәссән, — деди. \m Шуниңдин кейин, һеч ким униңдин соал сорашқа петиналмиди.\x + \xo 12:34 \xo*\xt Қан. 4:35; 6:4-5; Йәш. 45:21\xt*\x* \b \m \s1 Қутқузғучи-Мәсиһ — Давутниң оғли һәм Рәбби \r Мат. 22:41-46; Луқа 20:41-44 \m \v 35 Ибадәтхана һойлилирида тәлим бәргәндә, Әйса буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди: \m Тәврат устазлириниң Мәсиһни «Давутниң оғли» дегинини қандақ чүшинисиләр? \f □ \fr 12:35 \fr*\ft \+bd «буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди»\+bd* — грек тилида «мундақ җавап бәрди: —». \+bd «Давутниң оғли»\+bd* — мошу йәрдә «Давутниң әвлади»ни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 12:35 \xo*\xt Мат. 22:41; Луқа 20:41.\xt*\x* \v 36 Чүнки Давут өзи Муқәддәс Роһта мундақ дегәнғу: — \m «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — \m «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, \m Мениң оң йенимда олтарғин!».\f □ \fr 12:36 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, мениң оң йенимда олтарғин!»\+bd* — Зәб.» 109:1.\ft*\f* \x + \xo 12:36 \xo*\xt Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.\xt*\x* \m \v 37 Давут \add Мәсиһни\add* шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди \add Мәсиһ\add* қандақму \add Давутниң\add* оғли болиду? \m У йәрдики топ-топ хәлиқ униң сөзини хурсәнлик билән аңлайтти.\f □ \fr 12:37 \fr*\ft \+bd «Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди (Мәсиһ) қандақму Давутниң оғли болиду?»\+bd* — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң Тәврат устазлирини әйиплиши \r Мат. 23:1-36; Луқа 20:45-47 \m \v 38 У уларға тәлим бәргинидә мундақ деди: \m — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда керилип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған \add узун\add* саламлириға, \f □ \fr 12:38 \fr*\ft \+bd «Тәврат устазлири... базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға... \+bd*\+bdit амрақ келиду\+bdit*» — «узун» дегән сөз грекчә тексттә йоқ; тарих тәтқиқатлириға асасән уларға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.\ft*\f* \x + \xo 12:38 \xo*\xt Мат. 23:5, 6; Луқа 11:43; 20:46.\xt*\x* \v 39 синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдә төрдә олтиришқа амрақ келиду. \v 40 Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду!\x + \xo 12:40 \xo*\xt Мат. 23:14; Луқа 20:47; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.\xt*\x* \b \m \s1 Тул аялниң сәдиқиси \r Луқа 21:1-4 \m \v 41 У ибадәтханидики сәдиқә сандуғиниң удулида олтирип, униңға пуллирини ташлаватқан халайиққа қарап туратти. Нурғун байлар униңға хелә көп пул ташлашти. \f □ \fr 12:41 \fr*\ft \+bd «сәдиқә сандуғи»\+bd* — грек тилида бу сөз адәттә «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.\ft*\f* \x + \xo 12:41 \xo*\xt 2Пад. 12:10; Луқа 21:1.\xt*\x* \v 42 Намрат бир тул аялму келип, тийинниң төрттин бири қиммитидики икки ләптонни ташлиди.\f □ \fr 12:42 \fr*\ft \+bd «икки ләптон»\+bd* — «ләптон» дегән бу пул «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң «алтә минут»луқ һәққигә тоғра келәтти.\ft*\f* \b \m \v 43 У мухлислирини йениға чақирип, уларға мундақ деди: \m — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң сәдиқә сандуғиға ташлиғини башқиларниң һәммисиниң ташлиғанлиридин көптур. \x + \xo 12:43 \xo*\xt 2Кор. 8:12.\xt*\x* \v 44 Чүнки башқилар өзлириниң ешип ташқанлиридин сәдиқә қилди; лекин бу аял намрат турупму, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди. \b \b \m \c 13 \s1 Ибадәтханиниң вәйран қилинишидин бешарәт; ахирқи заманлардики аламәтләр \r Мат. 24:1-44; Луқа 21:5-33 \m \v 1 У ибадәтханидин чиқиватқанда, мухлислиридин бири униңға: \m — Устаз, қара, бу немидегән һәйвәтлик ташлар вә имарәтләр-һә! — деди.\x + \xo 13:1 \xo*\xt Мат. 24:1; Луқа 21:5.\xt*\x* \m \v 2 Әйса униңға җававән: \m — Сән бу һәйвәтлик имарәтләрни көрдүңму? Бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.\x + \xo 13:2 \xo*\xt 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.\xt*\x* \m \v 3 У Зәйтун теғида, йәни ибадәтханиниң удулида олтарғанда, Петрус, Яқуп, Юһанна вә Андрияслар униңдин астиғина:\x + \xo 13:3 \xo*\xt Мат. 24:3; Луқа 21:7.\xt*\x* \m \v 4 — Бизгә ейтқинчу, бу ишлар қачан йүз бериду? Бу барлиқ вақиәләрниң йүз беридиғанлиғини көрситидиған немә аламәт болиду? — дәп сорашти.\x + \xo 13:4 \xo*\xt Рос. 1:6.\xt*\x* \m \v 5 Әйса уларға җававән сөз башлап мундақ деди: \m — Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.\x + \xo 13:5 \xo*\xt Йәр. 29:8; Әф. 5:6; 2Тес. 2:2, 3; 1Юһа. 4:1.\xt*\x* \v 6 Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мана өзүм шудурмән!» дәп, көп адәмләрни аздуриду.\f □ \fr 13:6 \fr*\ft \+bd «Мана өзүм шудурмән»\+bd* — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 13:6 \xo*\xt Йәр. 14:14; 23:21.\xt*\x* \v 7 Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлиғиниңларда, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлгәнлиги әмәс. \v 8 Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда йәр тәврәшләр йүз бериду, ачарчилиқлар вә қалаймиқанчилиқлар болиду. Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.\f □ \fr 13:8 \fr*\ft \+bd «бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду»\+bd* — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар. \+bd «Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас»\+bd* — Әйса Мәсиһ қайси ишниң «туғулиду»ғанлиғини беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда, буни йеңи дәвирниң туғулуши дәп қараймиз.\ft*\f* \x + \xo 13:8 \xo*\xt Йәш. 19:2.\xt*\x* \m \v 9 Силәр болсаңлар, өзүңларға пәхәс болуңлар; чүнки кишиләр силәрни тутқун қилип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагогларда қамчилинисиләр. Силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип, улар үчүн бир гувалиқ болсун дәп сораққа тартилисиләр.\f □ \fr 13:9 \fr*\ft \+bd «сот мәһкимилири»\+bd* — грек тилида «санһедринлар». Йәһудийларниң мәһкимилирини вә бәлким башқа һәр хил сорақханиларни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 13:9 \xo*\xt Мат. 10:17; 24:9; Луқа 21:12; Юһ. 15:19; 16:2; Вәһ. 2:10.\xt*\x* \v 10 Лекин булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк. \f □ \fr 13:10 \fr*\ft \+bd «булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк»\+bd* — «авал» дегән сөзгә қариғанда, хуш хәвәрниң һәр җайға җакалиниши заманниң ахиридин авал, шундақла бәлким 9-айәттә ейтилған наһайити еғир зиянкәшликтин авал болуши мүмкин («Мат.» 24:14ни көрүң).\ft*\f* \v 11 Әнди улар силәрни апирип \add сораққа\add* тапшурғанда, немә дейиш һәққидә нә әндишә нә мулаһизә қилмаңлар, бәлки шу вақит-саитидә силәргә қайси гәп берилсә, шуни ейтиңлар; чүнки сөзлигүчи силәр әмәс, Муқәддәс Роһтур. \x + \xo 13:11 \xo*\xt Мат. 10:19; Луқа 12:11; 21:4.\xt*\x* \v 12 Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән зитлишип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду. \x + \xo 13:12 \xo*\xt Әз. 38:21; Мик. 7:6.\xt*\x* \v 13 Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.\x + \xo 13:13 \xo*\xt Мат. 10:22; 24:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10.\xt*\x* \b \m \s1 Йерусалимда вәйран қилғучи «жиркиничлик номуссизлиқ» пәйда болиду; «дәһшәтлик азап-оқубәт» \m \v 14 «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң өзи турушқа тегишлик болмиған йәрдә турғинини көргиниңларда, (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй) Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун. \f □ \fr 13:14 \fr*\ft \+bd «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»\+bd* — буниң тоғрисида Тәврат «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:14 \xo*\xt Дан. 9:27; Мат. 24:15; Луқа 21:20,21; 2Тес. 2:4\xt*\x* \v 15 Өгүздә турған киши өйигә чүшмәй яки өйидики бирәр немини алғили ичигә кирмәй \add қачсун\add*. \v 16 Етизларда туруватқан киши болса чапинини алғили өйигә янмисун. \v 17 У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай! \f □ \fr 13:17 \fr*\ft \+bd «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!»\+bd* — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә.\ft*\f* \v 18 \add Қачидиған\add* вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар. \f □ \fr 13:18 \fr*\ft \+bd «Қачидиған вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар»\+bd* — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Пәләстиндә турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду.\ft*\f* \v 19 Чүнки у чағда Худа яратқан дунияниң апиридә қилинғандин буян мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған зор азап-оқубәт болиду. \x + \xo 13:19 \xo*\xt Мат. 24:21\xt*\x* \v 20 Әгәр Пәрвәрдигар у күнләрни азайтмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайду. Лекин У Өз таллиғанлири үчүн у күнләрни азайтиду. \f □ \fr 13:20 \fr*\ft \+bd «У Өз таллиғанлар үчүн»\+bd* — грек тилида «У таллиған таллиғанлири үчүн» дегәнлик билән ипадилиниду — Худа Өзиниң таллиғанлириға бағлиған муһәббитини алаһидә тәкитләйду.\ft*\f* \v 21 Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «Қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар. \f □ \fr 13:21 \fr*\ft \+bd ««Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар»\+bd* — «у» — Мәсиһни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 13:21 \xo*\xt Мат. 24:23; Луқа 21:8.\xt*\x* \v 22 Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, улар һәтта \add Худа\add* таллиғанларни һәм аздуриду. \x + \xo 13:22 \xo*\xt Қан. 13:2; 2Тес. 2:11.\xt*\x* \v 23 Шуниң үчүн, силәр һошияр болуңлар. Мана, мән бу ишларниң һәммисини силәргә алдин-ала уқтуруп қойдум. \b \m \s1 Инсаноғлиниң келиши \m \v 24 Әнди шу күнләрдә, шу азап-оқубәт өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, \x + \xo 13:24 \xo*\xt Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:10,31; 3:15; Мат. 24:29; Луқа 21:25; Вәһ. 6:12.\xt*\x* \v 25 юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду. \f □ \fr 13:25 \fr*\ft \+bd «юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду»\+bd* — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 13:25 \xo*\xt Йәш. 13:10; 34:4.\xt*\x* \v 26 Андин кишиләр Инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду. \f □ \fr 13:26 \fr*\ft \+bd «Андин кишиләр инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду»\+bd* — «Дан.» 7:13ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:26 \xo*\xt Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.\xt*\x* \v 27 У өз пәриштилирини әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт тәрипидин, зиминниң чәтлиридин асманниң чәтлиригичә жиғип җәм қилиду.\f □ \fr 13:27 \fr*\ft \+bd «дунияниң төрт тәрипидин»\+bd* — грек тилида «төрт шамалдин» билән ипадилиниду.\ft*\f* \b \m \s1 Әнҗир дәриғидин савақ елиш \m \v 28 — Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр. \x + \xo 13:28 \xo*\xt Мат. 24:32; Луқа 21:29.\xt*\x* \v 29 Худди шуниңдәк, \add мән бая дегәнлиримниң\add* йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.\f □ \fr 13:29 \fr*\ft \+bd «мән бая дегәнлиримниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар»\+bd* — бу тексттики «униң (йеқинлап қалғанлиғи)» яки инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31).\ft*\f* \m \v 30 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду. \f □ \fr 13:30 \fr*\ft \+bd «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду»\+bd* — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (13:2) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (13:26) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәһшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.\ft*\f* \v 31 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду. \x + \xo 13:31 \xo*\xt Зәб. 101:28-28; Йәш. 40:8; 51:6; Ибр. 1:11.\xt*\x* \b \m \s1 Һошияр болуңлар \m \v 32 Лекин шу күни яки вақит-саити тоғрилиқ хәвәрни һеч ким билмәйду — һәтта нә әрштики пәриштиләрму билмәйду, нә оғул билмәйду, уни пәқәт Атила билиду. \x + \xo 13:32 \xo*\xt Мат. 24:36; Рос. 1:7.\xt*\x* \v 33 Һошияр болуңлар, сәгәк болуп дуа қилиңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр. \x + \xo 13:33 \xo*\xt Мат. 24:42; 25:13; Луқа 12:40; 21:36; 1Тес. 5:6.\xt*\x* \v 34 Бу худди яқа жутқа чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. Йолға чиқидиған чағда, у қуллириға өз һоқуқини беқитип, һәр биригә өз вәзиписини тапшуриду вә дәрвазивәнниңму сәгәк болушини тапилайду. \v 35 Шуниңдәк, силәрму сәгәк болуңлар; чүнки өйниң егисиниң \add қайтип\add* келидиған вақтиниң — кәчқурунму, түн йеримиму, ғораз чиллиған вақитму яки сәһәр вақтиму — уни биләлмәйсиләр; \v 36 у туюқсиз кәлгәндә, силәрниң ухлаватқиниңларниң үстигә чүшмисун! \v 37 Силәргә ейтқинимни мән һәммәйләнгә ейтимән: Сәгәк туруңлар! \b \b \m \c 14 \s1 Рәһбәрләрниң суйқәст қилиши \r Мат. 26:1-5; Луқа 22:1-2; Юһ. 11:45-53 \m \v 1 «Өтүп кетиш» һейти вә «петир нан һейти»ға икки күн қалған еди. Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүшниң чарисини издәйтти.\f □ \fr 14:1 \fr*\ft \+bd ««Өтүп кетиш» һейти вә «петир нан һейти»ға икки күн қалған еди»\+bd* — бу икки һейтниң тәпсилатлири үчүн «Мис.» 12-бап, «Лав.» 23-бапни вә «Тәбирләр»ни көрүң. Ибраний тилида «Песақ», яки «Пасха» һейти дәп атилиду.\ft*\f* \x + \xo 14:1 \xo*\xt Мат. 26:2; Луқа 22:1; Юһ. 11:55; 13:1.\xt*\x* \v 2 Чүнки улар: \m — Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишәтти. \m \b \m \s1 Ихласмән аялниң Әйсани әтирлиши \r Мат. 26:6-13; Юһ. 12:1-8 \m \v 3 Әнди у Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә дәстиханда олтарғанда, ақ қаштеши шишидә наһайити қиммәтлик сап сумбул әтирни көтирип кәлгән бир аял униң йениға кирди. Аял ақ қаштеши шешини чеқип, әтирни Әйсаниң бешиға қуйди.\f □ \fr 14:3 \fr*\ft \+bd «Симон мохо»\+bd* — йәни «Мохо кесили» дейилидиған Симон» — Симон бәлким илгири мохо кесилигә гиритпар болған еди. Бизниңчә бу иш вә «Юһ.» 12:1-11дә хатириләнгән вақиә бир иштур.\ft*\f* \x + \xo 14:3 \xo*\xt Мат. 26:6; Луқа 7:37; Юһ. 11:2; 12:3.\xt*\x* \m \v 4 Лекин бәзиләр буниңға хапа болушуп, бир-биригә: \m — Бу әтир немә дәп шундақ исрап қилиниду? \v 5 Чүнки бу әтирни үч йүз динардин артуқ пулға сатқили болатти, пули кәмбәғәлләргә сәдиқә қилинса болмамти! — дейишти. Улар аялға шундақ тапа-тәнә қилғили турди.\f □ \fr 14:5 \fr*\ft \+bd «бу әтирни үч йүз динардин артуқ пулға сатқили болатти»\+bd* — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, бир «динариус» тәхминән бир адәмниң бир күнлүк һәққи болатти. «Мат.» 20:2ни көрүң.\ft*\f* \m \v 6 Лекин Әйса уларға: \m — Униң ихтияриға қоюңлар, немә дәп униң көңлини ағритисиләр? У мениң үстүмгә яхши иш қилди. \v 7 Чүнки кәмбәғәлләр дайим араңларда болиду, халиған вақитиңларда уларға хәйр-сахавәт көрситәләйсиләр; лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду!\x + \xo 14:7 \xo*\xt Қан. 15:11.\xt*\x* \v 8 Аял чаминиң йетишичә қилди; у мениң бәдинимниң дәпнә қилинишиға алдин-ала тәйярлиқ қилип, униңға әтир-май қуюп қойди.\f □ \fr 14:8 \fr*\ft \+bd «униңға әтир-май қуюп қойди»\+bd* — яки «униңға мәсиһ қилди».\ft*\f* \v 9 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди. \b \m \s1 Йәһуданиң Әйсаға сатқунлуқ қилиши \r Мат. 26:14-16; Луқа 22:3-6 \m \v 10 Шу вақитта, он иккиләндин бири болған Йәһуда Ишқарийот уни уларға тутуп бериш мәхситидә баш каһинларниң алдиға барди. \x + \xo 14:10 \xo*\xt Мат. 26:14; Луқа 22:4.\xt*\x* \v 11 Улар буни аңлап хошал болуп кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһуда уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәп жүрәтти. \b \m \s1 Өтүп кетиш һейтиниң кәчлик тамиғи \r Мат. 26:17-25; Луқа 22:7-14, 21-23; Юһ. 13:21-30 \m \v 12 Петир нан һейтиниң биринчи күни, йәни өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиқ \add қозиси\add* союлидиған күни, мухлислар униңдин: \m — Өтүп кетиш һейтиниң \add тамиғини\add* йейишиң үчүн бизниң қәйәргә берип тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди.\f □ \fr 14:12 \fr*\ft \+bd «петир нан һейтиниң биринчи күни, йәни өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиқ қозиси союлидиған күни»\+bd* — «петир нан һейти» йәттә күн болиду, биринчи күни «өтүп кетиш» һейтиму тәң болиду. Бу күни, Йәһудийлар өйлиридә қоза союп, петир нан билән йәйду. \+bd «Өтүп кетиш һейтиниң тамиғи»\+bd* — буниң муһим қисми «өтүп кетиш қурбанлиқ қозиси» еди («Мис.» 12:3-11, «Лав.» 23:5, «Чөл.» 28:16, «Қан.» 16:1-7ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 14:12 \xo*\xt Мис. 12:17; Мат. 26:17; Луқа 22:7.\xt*\x* \m \v 13 У мухлислиридин иккиләнни алдин маңғузуп уларға: \m — Шәһәргә кириңлар, у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңиңлар. \f □ \fr 14:13 \fr*\ft \+bd «Шәһәргә кириңлар»\+bd* — «шәһәр» — Йерусалим шәһиригә, демәк. \+bd «у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду»\+bd* — Қанаанда (Пәләстиндә) әр кишиләр бүгүнгә қәдәр адәттә су көтәрмәйду.\ft*\f* \v 14 У адәм нәгә кирсә шу өйниң егисигә: «Устаз: Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана қәйәрдә?— дәп сораватиду» — дәңлар. \v 15 У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә бизгә тәйярлиқ қилип туруңлар, — деди. \m \v 16 Мухлислар йолға чиқип шәһәргә кирип, йолуққан ишларниң һәммиси у ейтқандәк болди. Шу йәрдә улар өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти. \v 17 Кәч киргәндә, у он иккәйлән билән өйгә кәлди. \x + \xo 14:17 \xo*\xt Мат. 26:20; Луқа 22:14.\xt*\x* \v 18 Улар дәстиханда олтирип ғизаланғанда Әйса: \m — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән, мән билән биллә ғизалиниватқан бириси маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.\f □ \fr 14:18 \fr*\ft \+bd «дәстиханда олтирип ғизаланғанда...»\+bd* — грек тилида «дәстиханда йетип ғизаланғанда...».\ft*\f* \x + \xo 14:18 \xo*\xt Зәб. 40:10; Рос. 1:17.\xt*\x* \m \v 19 Улар \add бу сөздин\add* қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин: \m — Мән әмәстимән? — дәп сориди. Йәнә бириси: — Мән әмәстимән? — деди. \m \v 20 Лекин у уларға: \m — \add Шу киши\add* он иккәйләнниң бири, йәни қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргүчи болиду. \v 21 Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида \add муқәддәс язмиларда\add* пүтүлгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса униңға яхси болатти! — деди.\f □ \fr 14:21 \fr*\ft \+bd «... бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса униңға яхси болатти!»\+bd* — Йәһуда бу сөзни аңлиғандин кейин дәрһал чиқип баш каһинларниң йениға барған болса керәк. «Маркус», «Луқа», «Юһанна»дики ««өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи» тоғрисидики баянларни көрүң.\ft*\f* \b \m \s1 «Рәбниң зияпити» \r Мат. 26:26-30; Луқа 22:15-20; 1Кор. 11:23-25 \m \v 22 Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип тәшәккүр ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә: \m — Елиңлар, бу мениң теним, — деди.\f □ \fr 14:22 \fr*\ft \+bd «Әйса бир нанни қолиға елип тәшәккүр ейтқандин кейин»\+bd* — яки «Әйса нанни қолиға елип (уни) бәрикәтлигәндин кейин,...».\ft*\f* \x + \xo 14:22 \xo*\xt Мат. 26:26; Луқа 22:19; 1Кор. 11:23.\xt*\x* \m \v 23 Андин у қолиға җамни елип \add Худаға\add* тәшәккүр ейтқандин кейин, уни мухлислириға сунди. Уларниң һәммиси униңдин ичишти. \m \v 24 У уларға: — Бу мениң қеним, нурғун адәмләр үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур. \f □ \fr 14:24 \fr*\ft \+bd «Бу мениң қеним, нурғун адәмләр үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур»\+bd* — «йеңи әһдә» Тәврат, «Йәр.» 31:31-34, «Луқа» 22:20ни, «Ибр.» 13:20ни көрүң. Бәзи кона кәчүрмиләрдә пәқәт «әһдә» дейилиду.\ft*\f* \v 25 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, Худаниң падишалиғида йеңидин шараптин ичидиған күнгичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди. \m \v 26 Улар бир мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти. \b \m \s1 Мухлисларниң Әйсани ташлап кетиши \r Мат. 26:31-35; Луқа 22:31-34; Юһ. 13:36-38 \m \v 27 Андин Әйса уларға: \m Силәр һәммиңлар тандурулуп путлишисиләр, чүнки \add муқәддәс язмиларда\add*: \b \m «Мән падичини уруветимән, \m Қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән.\f □ \fr 14:27 \fr*\ft \+bd «Мән падичини уруветимән, қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду»\+bd* — «Зәк.» 13:7. Мошу бешарәттә сөзлигүчи Худаниң өзи, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 14:27 \xo*\xt Зәк. 13:7; Мат. 26:31; Юһ. 16:32.\xt*\x* \m \v 28 Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.\x + \xo 14:28 \xo*\xt Мат. 26:32; 28:10; Мар. 16:7.\xt*\x* \v 29 Лекин Петрус униңға: \m — Һәммәйлән тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди. \m \v 30 Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн, йәни бүгүн кечә ғораз икки қетим чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән, — деди.\x + \xo 14:30 \xo*\xt Мат. 26:34; Луқа 22:34; Юһ. 13:38.\xt*\x* \m \v 31 Лекин Петрус техиму қәтъийлик билән униңға: \m — Сән билән биллә өлидиған иш керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған һәммисиму шундақ дейишти.\x + \xo 14:31 \xo*\xt Юһ. 13:37.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавити \r Мат. 26:36-46; Луқа 22:39-46 \m \v 32 Андин улар Гетсиманә дегән бир җайға кәлди. У мухлисларға: — Мән дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу йәрдә олтирип туруңлар, деди.\x + \xo 14:32 \xo*\xt Мат. 26:36; Луқа 22:39; Юһ. 18:1.\xt*\x* \m \v 33 У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди вә сүр бесип, роһ-қәлбидә толиму пәришан болушқа башлиди. \f □ \fr 14:33 \fr*\ft \+bd « \+bd*\+bdit Әйса\+bdit* ... роһ-қәлбидә толиму пәришан болушқа башлиди» — грек тилида «у ... роһта толиму пәришан болушқа башлиди».\ft*\f* \v 34 У уларға: \m — Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, ойғақ туруңлар, — деди. \x + \xo 14:34 \xo*\xt Юһ. 12:27.\xt*\x* \v 35 У сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм ятти вә мүмкин болса, у дәқиқиниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн дуа қилип:\f □ \fr 14:35 \fr*\ft \+bd «у дәқиқиниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн ...»\+bd* — грек тилида «шу саатниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн...».\ft*\f* \x + \xo 14:35 \xo*\xt Луқа 22:41.\xt*\x* \m \v 36 — И Абба Ата, Саңа һәммә иш мүмкиндур; бу қәдәһни мәндин өткүзүвәткәйсән! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди.\f □ \fr 14:36 \fr*\ft \+bd «И Абба Ата, Саңа һәммә иш мүмкиндур»\+bd* — ибраний тилида «абба» дегән сөз оғулниң атисиға болған йеқинчилиғини билдүриду. Уйғурчидики «сөйүмлүк ата» дегәнгә йеқин келиду. Бу сөз һәм муһәббәт һәм чоңқур һөрмәтниму билдүриду. \+bd «бу қәдәһни мәндин өткүзүвәткәйсән!»\+bd* — «бу қәдәһ» униң алдида туридиған азап-оқубәтләрни көрситиду. \ft*\fp Тәвратниң көп йәрлиридә «қәдәһ» дәл шу мәнидә ишлитилиду (мәсилән «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15дә).\fp*\f* \x + \xo 14:36 \xo*\xt Юһ. 6:38.\xt*\x* \m \v 37 У \add үчәйләнниң\add* йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: \m — Әй Симон, ухлаватамсән?! Бир саатму ойғақ туралмидиңму?! \x + \xo 14:37 \xo*\xt Мат. 26:40; Луқа 22:45.\xt*\x* \v 38 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди.\f □ \fr 14:38 \fr*\ft \+bd «Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗизду»\+bd* — «кишиниң әтлири» грек тилида «әт». Инҗилда «әт» яки «әт-тән» дайим дегидәк адәмниң өз тени тәрипидин аздурулидиған, гунакар тәбиитини көрситиду. «Рим.»дики «кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 14:38 \xo*\xt Гал. 5:17.\xt*\x* \m \v 39 Андин у йәнә берип, охшаш сөзләр билән қайтидин дуа қилди. \v 40 У уларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди. Улар униңға немә дейишини билмәй қалди. \v 41 У үчинчи қетим уларниң йениға қайтип уларға: \m — Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Әнди болди бәс! Вақит-саити кәлди; мана, Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулди! \f □ \fr 14:41 \fr*\ft \+bd «Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр?»\+bd* — яки болмиса: «Әнди ухлаверисиләр, дәм еливерисиләр!» (демәк, кинайилик гәп) яки пәқәт: «Әнди ухлаңлар, дәм елиңлар!».\ft*\f* \v 42 Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди. \b \m \s1 Әйсаниң тутқун қилиниши \r Мат. 26:47-56; Луқа 22:47-53; Юһ. 18:3-12 \m \v 43 Вә шу дәқиқидә, униң сөзи техи түгимәйла, мана, он иккәйләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар тәрипидин әвәтилгән қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди. \x + \xo 14:43 \xo*\xt Мат. 26:47; Луқа 22:47; Юһ. 18:3.\xt*\x* \v 44 Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуп, ялап елип кетиңлар» дәп келишкән еди. \v 45 У келип удул \add Әйсаниң\add* алдиға берип: \m — Устаз, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти.\f □ \fr 14:45 \fr*\ft \+bd «Устаз, устаз»\+bd* — «Устаз» ибраний тилида «Рабби» дейилиду. \ft*\fp Ибранийлар арисида адәмниң исмини икки қетим чақириш адәттә инатайин чоңқур һессият, алаһидә амрақлиқни билдүриду.\fp*\f* \x + \xo 14:45 \xo*\xt 2Сам. 20:9.\xt*\x* \m \v 46 Улар униңға қол селип, уни тутқун қилди. \v 47 Вә униң йенида турғанлардин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. \m \v 48 Әйса җававән уларға: \m — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу? \v 49 Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар. Лекин бу ишларниң йүз бериши муқәддәс язмиларда алдин пүтүлгәнләрниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди.\x + \xo 14:49 \xo*\xt 1Сам. 24:14-15; Зәб. 21:7-8; 68:10; Луқа 24:25.\xt*\x* \m \v 50 Бу чағда, һәммәйлән уни ташлап қечип кетишти. \x + \xo 14:50 \xo*\xt Аюп 19:13; Зәб. 87:9, 19; Зәк.13:7\xt*\x* \v 51 Пәқәт учисиға канап рәхт йепинчақливалған бир жигит униң кәйнидин әгишип маңди. Яш әскәрләр уни тутувеливиди, \v 52 лекин у канап рәхттин бошинип, ялаңач пети улардин қечип кәтти.\f □ \fr 14:52 \fr*\ft \+bd «...учисиға канап рәхт йепинчақливалған бир жигит... лекин у канап рәхттин бошинип, ялаңач пети улардин қечип кәтти»\+bd* — бир нәччә шәрһчиләр бу «мәлум яш жигит»ни Маркусниң өзи екән, дәп қарайду. Бизму қошулимиз. У мошу йәрдә өзини «мухлис» дәп атимайду. Бәлким у мошу йәрдә \+bd барлиқ кишиләр\+bd*ниң Әйсадин ваз кечип уни ташлиғанлиғини тәкитлимәкчи болиду.\ft*\f* \b \m \s1 Алий кеңәшмидә сотлиниш \r Мат. 26:57-68; Луқа 22:54-55, 63-71; Юһ. 18:13-14, 19-24 \m \v 53 Әнди улар Әйсани баш каһинниң алдиға елип беришти. Баш каһинлар, барлиқ ақсақаллар билән Тәврат устазлириму у йәргә униң йениға жиғилди. \f □ \fr 14:53 \fr*\ft \+bd «Баш каһинлар, барлиқ ақсақаллар билән Тәврат устазлириму у йәргә униң йениға жиғилди»\+bd* — «униң йениға» баш каһин Қаяфаниң йениға, демәк.\ft*\f* \x + \xo 14:53 \xo*\xt Мат. 26:57; Луқа 22:54; Юһ. 18:13,24.\xt*\x* \v 54 Петрус униңға таки баш каһинниң сарайидики һойлиниң ичигичә жирақтин әгишип кәлди; у қаравуллар билән биллә отниң нурида отсинип олтарди. \v 55 Баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн, гува-испат издиди, амма тапалмиди. \f □ \fr 14:55 \fr*\ft \+bd «алий кеңәшмә»\+bd* — ибраний тилида «Санһедрин»)\ft*\f* \x + \xo 14:55 \xo*\xt Мат. 26:59; Рос. 6:13.\xt*\x* \v 56 Чүнки нурғун кишиләр уни әрз қилип ялған гувачилиқ бәргән болсиму, уларниң гувалиқлири бир-биригә удул кәлмәйтти. \v 57 Бәзи адәмләр орнидин туруп, униң үстидин әрз қилип ялған гувалиқ берип: \m \v 58 — Биз униң: «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән» дегәнлигини аңлидуқ, — деди. \f □ \fr 14:58 \fr*\ft \+bd «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән»\+bd* — «Юһ.» 2:19ни көрүң. Улар Мәсиһниң сөзини бурмилиған еди.\ft*\f* \x + \xo 14:58 \xo*\xt Мар. 15:29; Юһ. 2:19.\xt*\x* \v 59 Һәтта уларниң бу һәқтики гувалиқлириму бир-биригә мас кәлмиди. \m \v 60 Андин баш каһин һәммәйләнниң алдида орнидин туруп, Әйсадин: \m — Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — дәп сориди. \x + \xo 14:60 \xo*\xt Мат. 26:62.\xt*\x* \v 61 Лекин Әйса шүк туруп, һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш каһин уни қистап йәнә униңдин: \m — Сән Мубарәк Болғучиниң Оғли Мәсиһмусән? — дәп сориди.\f □ \fr 14:61 \fr*\ft \+bd «Сән Мубарәк Болғучиниң Оғли Мәсиһмусән?»\+bd* — «Мубарәк Болғучи» — Худа Өзидур.\ft*\f* \x + \xo 14:61 \xo*\xt Йәш. 53:7; Рос. 8:32.\xt*\x* \m \v 62 Шундақ, мән өзүм, — деди Әйса, — вә силәр кейин Инсаноғлиниң Қудрәт Егисиниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә асмандики булутлар билән келидиғанлиғини көрисиләр.\f □ \fr 14:62 \fr*\ft \+bd «силәр кейин Инсаноғлиниң Қудрәт Егисиниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә асмандики булутлар билән келидиғанлиғини көрисиләр»\+bd* — Тәврат, «Дан.» 7:13ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 14:62 \xo*\xt Дан. 7:13; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.\xt*\x* \m \v 63 Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап: \m — Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити? \f □ \fr 14:63 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап...»\+bd* — баш каһин Әйсани «күпүрлүк қилди» дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн кийимлирини житқан. Әйсаниң өзиниң Мәсиһ екәнлигини етирап қилиши, униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт мәндидур, дегәнлигидур. Йәнә шуни ейтимизки, баш каһинниң тонлирини житишниң өзи Тәврат қануниға хилап еди («Лав.» 10:6, 21:10).\ft*\f* \v 64 Өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар! Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. \m Уларниң һәммиси у өлүм җазасиға буйрулсун, дәп һөкүм чиқиришти. \v 65 Андин бәзилири униңға түкүрүшкә башлиди, йәнә униң көзлирини теңип, муштлап: «Қени, \add пәйғәмбәрчилик\add* \add қилип\add* бешарәт берә!» дейишти. Қаравулларму уни шапилақ билән качатлиди.\f □ \fr 14:65 \fr*\ft \+bd «бәзилири униңға түкүрүшкә башлиди, йәнә униң көзлирини теңип, муштлап: «қени, \+bd*\+bdit пәйғәмбәрчилик қилип\+bdit* бешарәт берә!» — «Мат.» 26:68дә мошу кишиләрниң: «... «Қени бешарәт берә, сени ким урди?» дейишкәнлигиму хатирилиду. \+bd «Қаравулларму уни шапилақ билән качатлиди»\+bd* — яки «Қаравулларму уни арисиға еливелип качатлиди».\ft*\f* \x + \xo 14:65 \xo*\xt Аюп 16:10; Йәш. 50:6; Юһ. 19:3.\xt*\x* \b \m \s1 Петрусниң Әйсадин тениши \r Мат. 26:69-75; Луқа 22:56-62; Юһ. 18:15-18, 25-27 \m \v 66 Петрус сарайниң төвәнки һойлисида турғанда, баш каһинниң дедәклиридин бири келип, \x + \xo 14:66 \xo*\xt Мат. 26:58,69; Луқа 22:55; Юһ. 18:16,17.\xt*\x* \v 67 иссинип олтарған Петрусни көрүп, униңға тикилип қарап: \m — Сәнму Насарәтлик Әйса билән биллә едиңғу, — деди. \m \v 68 Лекин у тенип: \m — Сениң немә дәватқанлиғиңни билмидим һәм чүшәнмидим, — деди-дә, ташқириға, дәрвазиниң айваниға чиқип турди. Шу әснада ғораз бир чиллиди. \m \v 69 Уни йәнә көргән һелиқи дедәк йәнә у йәрдә турғанларға: \m — Бу улардин бири, — дегили турди. \x + \xo 14:69 \xo*\xt Мат. 26:71; Луқа 22:58; Юһ. 18:25.\xt*\x* \v 70 \add Петрус\add* йәнә инкар қилди. \m Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусқа йәнә: \m — Бәрһәқ, сән уларниң бирисән. Чүнки сәнму Галилийәлик екәнсәнғу?! — дейишти.\f □ \fr 14:70 \fr*\ft \+bd «Бәрһәқ, сән уларниң бирисән. Чүнки сәнму Галилийәлик екәнсәнғу?!»\+bd* — уларниң дегәнлири Петрусниң тәләппузиға асасән болса керәк. «Мат.» 26:72-73ни көрүң.\ft*\f* \m \v 71 Лекин у қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип: \m — Силәр дәватқан һелиқи адәмни тонумаймән! — деди. \m \v 72 Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим чиллиди. Петрус Әйсаниң өзигә: «Ғораз икки қетим чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән» дегән сөзини есигә алди; вә буларни ойлап жиғлап кәтти.\f □ \fr 14:72 \fr*\ft \+bd «...вә буларни ойлап жиғлап кәтти»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: — «... вә көңли бузулуп жиғлап кәтти».\ft*\f* \x + \xo 14:72 \xo*\xt Мат. 26:34,75; Луқа 22:61; Юһ. 13:38; 18:27.\xt*\x* \b \b \m \c 15 \s1 Әйсаниң Пилатусниң алдида сотлиниши \r Мат. 27:1-2, 11-14; Луқа 23:1-5; Юһ. 18:28-38 \m \v 1 Әтиси таң етиши биләнла, баш каһинлар ақсақаллар, Тәврат устазлири вә пүткүл алий кеңәшмидикиләр билән мәслиһәтлишип, Әйсани бағлап апирип, \add валий\add* Пилатусқа тапшуруп бәрди.\x + \xo 15:1 \xo*\xt Зәб. 2:2; Мат. 27:1; Луқа 22:66; 23:1; Юһ. 18:28; Рос. 3:13.\xt*\x* \m \v 2 Пилатус униңдин: \m — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. \m У җававән: — Ейтқиниңдәк, — деди.\f □ \fr 15:2 \fr*\ft \+bd «У җававән: — Ейтқиниңдәк, — деди»\+bd* — Әйсаниң «Әйтқиниңдәк» дегән җававиниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.\ft*\f* \x + \xo 15:2 \xo*\xt Мат. 27:11; Луқа 23:3; Юһ. 18:33.\xt*\x* \m \v 3 Баш каһинлар униң үстидин қайта-қайтидин әрз-шикайәтләрни қилишти. \v 4 Пилатус униңдин йәнә: \m — Җавап бәрмәмсән? Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду!? — дәп сориди.\x + \xo 15:4 \xo*\xt Мат. 27:13; Юһ. 19:10.\xt*\x* \m \v 5 Бирақ Әйса йәнила һеч җавап бәрмиди; Пилатус буниңға интайин һәйран қалди.\x + \xo 15:5 \xo*\xt Йәш. 53:7\xt*\x* \b \m \s1 Әйса вә Бараббас \r Мат. 27:15-31; Луқа 23:13-25; Юһ. 18:39-40; 19:1-16 \m \v 6 Һәр қетимлиқ \add өтүп кетиш\add* һейтида, халайиқ қайсибир мәһбусни тәләп қилса, валий уни қоюп берәтти.\x + \xo 15:6 \xo*\xt Мат. 27:15; Луқа 23:17; Юһ. 18:39.\xt*\x* \v 7 Әйни вақитта, зинданда Бараббас исимлиқ бир мәһбус бар еди. У өзи билән биллә топилаң көтәргән һәмдә топилаңда қатиллиқ қилған нәччәйлән билән тәң соланған еди.\x + \xo 15:7 \xo*\xt Мат. 27:16; Луқа 23:19; Юһ. 18:40.\xt*\x* \v 8 Халайиқ чуқан-сүрән селип валийдин бурун һемишә уларға қилғинидәк йәнә шундақ қилишини тиләшти.\f □ \fr 15:8 \fr*\ft \+bd «Халайиқ чуқан-сүрән селип...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Халайиқ (валийниң) алдиға келип...»\ft*\f* \m \v 9 Пилатус уларға: \m — Силәр Йәһудийларниң падишасини қоюп беришимни халамсиләр? — деди \v 10 (чүнки у баш каһинларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти). \v 11 Лекин баш каһинлар халайиқни: «Буниң орниға, Бараббасни қоюп бәр» дәп тәләп қилишқа күшкүртти.\x + \xo 15:11 \xo*\xt Мат. 27:20; Луқа 23:18; Юһ. 18:40; Рос. 3:14.\xt*\x* \m \v 12 Пилатус җававән улардин йәнә: \m — Ундақ болса, силәр «Йәһудийларниң падишаси» дәп атиған кишини қандақ бир тәрәп қил дәватисиләр? — деди. \m \v 13 — Улар йәнә авазини көтирип: — Уни крестлигин! — дәп вақиришатти. \m \v 14 Пилатус уларға: — Немишкә? У немә рәзиллик өткүзүпту? — деди. \m Бирақ улар техиму ғалҗирлишип: \m — Уни крестлигин! — дәп вақирашти. \v 15 Шуңа Пилатус, халайиқни рази қилмақчи болуп, Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қамчилатқандин кейин, крестләш үчүн \add ләшкәрлиригә\add* тапшурди.\f □ \fr 15:15 \fr*\ft \+bd «Әйсани болса қамчилатқандин кейин...»\+bd* — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмисиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаға тартилғучиЯлаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти.\ft*\f* \x + \xo 15:15 \xo*\xt Мат. 27:26; Юһ. 19:1.\xt*\x* \b \m \s1 Ләшкәрләрниң Әйсани мәсқирә қилиши \m \v 16 Андин ләшкәрләр Әйсани валий ордисидики сәйнаға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә җәм болушқа чақирди. \f □ \fr 15:16 \fr*\ft \+bd «валий ордисидики сәйна»\+bd* — грек (латин) тилида «прайториум». \+bd «ләшкәрләр топи»\+bd* — (грек тилида «коһорт») 500-600 кишидин тәркиб тапқан.\ft*\f* \x + \xo 15:16 \xo*\xt Мат. 27:27; Юһ. 19:2.\xt*\x* \v 17 Улар униң учисиға сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти, андин улар тикәнлик шахчилардин тоқуған бир таҗни бешиға кийгүзди. \f □ \fr 15:17 \fr*\ft \+bd «Улар униң учисиға сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти»\+bd* — «сөсүн рәң» шу чағда шаһанә кийимниң рәңги шундақ еди («Мат.» 27:28, «Юһ.» 19:2ни көрүң). Улар шу «шаһанә тон» арқилиқ Әйсани «сән падишаму?!» дәп мазақ қилмақчи.\ft*\f* \v 18 Андин уни мубарәкләп: «Яшиғайла, и Йәһудийларниң падишаси!» дейишти. \v 19 Андин бешиға қомуш билән һәдәп уруп, униңға қарап түкүрүшти вә униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.\f □ \fr 15:19 \fr*\ft \+bd «андин бешиға қомуш билән һәдәп уруп...»\+bd* — яки «андин бешиға һаса билән һәдәп уруп...».\ft*\f* \m \v 20 Улар уни шундақ мазақ қилғандин кейин, униңдин сөсүн тонни салдуруветип, учисиға өз кийимлирини кийдүрди; андин улар уни крестләш үчүн елип чиқишти. \b \m \s1 Униң крестлиниши \r Мат. 27:32-44; Луқа 23:26-39; Юһ. 19:17-19 \m \v 21 Курини шәһиридин болған, Симон исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетивататти (бу киши Искәндәр билән Руфусниң атиси еди). \add Ләшкәрләр\add* уни тутуп келип, \add Әйсаниң\add* крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди. \f □ \fr 15:21 \fr*\ft \+bd «Ләшкәрләр уни тутуп келип, Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди»\+bd* — «Әйсаниң крести» тоғрилиқ: Әйса өзини җазалайдиған қурал болған шу крест (чапрас яғач)ни йүдүп меңиши керәк еди. У шундақ қаттиқ қамчиланғанки, һалсирап йүдүп маңалмиса керәк.\ft*\f* \x + \xo 15:21 \xo*\xt Мат. 27:32; Луқа 23:26.\xt*\x* \v 22 Улар Әйсани Голгота (тәрҗимиси, «баш сүйәк») дегән йәргә елип кәлди; \x + \xo 15:22 \xo*\xt Мат. 27:33; Луқа 23:33; Юһ. 19:17.\xt*\x* \v 23 андин улар униңға ичиш үчүн мурмәкки арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни қобул қилмиди.\f □ \fr 15:23 \fr*\ft \+bd «... улар униңға ичиш үчүн мурмәкки арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни қобул қилмиди»\+bd* — кресткә миқлинидиғанларға ағриқни пәсәйтиш мәхситидә дора арилаштурулған шарап берилидикән. Бирақ Әйса рәт қилди.\ft*\f* \m \v 24 Улар уни крестлигәндин кейин, кийимлирини өз ара бөлүшүвелиш үчүн, һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә һәр бир кийимниң үстигә чәк ташлиди. \f □ \fr 15:24 \fr*\ft \+bd «һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә һәр бир кийимниң үстигә чәк ташлиди»\+bd* — яки «һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә кимиймлири үчүн чәк ташлиди».\ft*\f* \x + \xo 15:24 \xo*\xt Зәб. 21:19; Мат. 27:35; Луқа 23:34; Юһ. 19:23.\xt*\x* \v 25 Уни крестлигән вақит күнниң үчинчи саити еди. \f □ \fr 15:25 \fr*\ft \+bd «күнниң үчинчи саити»\+bd* — һазирқи вақит болса, әтигән саат тоққуз еди.\ft*\f* \v 26 Уни әйиплигән шикайәтнамидә «Йәһудийларниң падишаси» дәп пүтүлгән еди. \f □ \fr 15:26 \fr*\ft \+bd «Уни әйиплигән шикайәтнамидә «Йәһудийларниң падишаси» дәп пүтүлгән еди»\+bd* — бу шикайәтнамә униң бешиниң жуқури тәрипигә бекитилгән еди («Мат.» 27:37).\ft*\f* \x + \xo 15:26 \xo*\xt Мат. 27:37; Луқа 23:38; Юһ. 19:19.\xt*\x* \m \v 27 Улар униң билән тәң икки қарақчиниму крестлиди, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди. \v 28 Шундақ қилип, муқәддәс язмилардики: «У җинайәтчиләрниң қатарида саналди» дегән сөз әмәлгә ашурулди. \f □ \fr 15:28 \fr*\ft \+bd «У җинайәтчиләрниң қатарида саналди»\+bd* — «Йәш.» 53:12.\ft*\f* \x + \xo 15:28 \xo*\xt Йәш. 53:12; Луқа 22:37.\xt*\x* \v 29 У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп: \m — Уһуй, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм, \x + \xo 15:29 \xo*\xt Зәб. 21:8-9; 68:20-23; 108:25; Мат. 27:39; Луқа 23:35; Юһ. 2:19.\xt*\x* \v 30 әнди өзүңни қутқузуп кресттин чүшүп баққина! — дейишти. \m \v 31 Баш каһинлар билән Тәврат устазлириму өз ара шундақ мәсқирә қилип: \m — У башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду. \v 32 Исраилниң падишаси болған Мәсиһ әнди кресттин чүшүп бақсунчу, шуни көрсәкла униңға етиқат қилимиз! — дейишти. Униң билән тәң крестләнгәнләрму уни шундақ һақарәтләшти. \b \m \s1 Әйсаниң өлүми \r Мат. 27:45-56; Луқа 23:44-49; Юһ. 19:28-30 \m \v 33 Әнди \add күнниң\add* алтинчи саити кәлгәндә, пүткүл зиминни қараңғулуқ қаплиди вә тоққузинчи саитигичә давам қилди. \f □ \fr 15:33 \fr*\ft \+bd «күнниң алтинчи саити кәлгәндә, пүткүл зиминни қараңғулуқ қаплиди вә тоққузинчи саитигичә давам қилди»\+bd* — һазирқи вақит системиси бойичә мошу һаләт чүш вақтидин (саат он иккиддин) башлап саат үчкичә давам қилди.\ft*\f* \x + \xo 15:33 \xo*\xt Мат. 27:45; Луқа 23:44.\xt*\x* \v 34 Тоққузинчи сааттә Әйса жуқури аваз билән: «Елои, Елои, лама шавақтани?», мәнаси: — «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.\f □ \fr 15:34 \fr*\ft \+bd «Тоққузинчи сааттә»\+bd* — һазирқи вақит болса саат үчләрдә. \+bd «Елои, Елои, лама шавақтани?», мәнаси: — «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?»\+bd* — «Зәб.» «21:1-2»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 15:34 \xo*\xt Зәб. 21:2-3; Мат. 27:46.\xt*\x* \m \v 35 У йәрдә туруватқанларниң бәзилири буни аңлап: \m — Мана, у Иляс пәйғәмбәргә нида қиливатиду, — дейишти. \v 36 Улардин бирәйлән жүгүрүп берип, бир парчә булутни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп: \m — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, иляс \add пәйғәмбәр\add* уни чүшүргили келәрмекин? — деди.\x + \xo 15:36 \xo*\xt Зәб. 68:22; Юһ. 19:29.\xt*\x* \m \v 37 Әйса қаттиқ вақириди-дә, роһини қоювәтти. \f □ \fr 15:37 \fr*\ft \+bd «Әйса... роһини қоювәтти»\+bd* — «роһини қоювәтти» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Әйса... тиниқини тохтатти».\ft*\f* \v 38 Вә \add шу әснада\add* ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди.\f □ \fr 15:38 \fr*\ft \+bd «... шу әснада ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди»\+bd* — бу пәрдә ибадәтханидики әң муқәддәс җайни муқәддәс җайдин айрип туридиған пәрдә болуп, униң житилиши инсанларниң Худаниң алдиға баридиған йолиниң Әйсаниң өлүми билән ечилғанлиғини билдүриду (ибадәтханидики «муқәддәс җай»ни сирттики һойлидин айрийдиған йәнә бир «сиртқи пәрдә» бар еди, лекин буни көрситиш үчүн адәттә башқа аталғу ишлитилиду).\ft*\f* \x + \xo 15:38 \xo*\xt 2Тар. 3:14; Мат. 27:51; Луқа 23:45.\xt*\x* \m \v 39 Әнди униң удулида турған йүз беши униң қандақ нида қилип роһини қоювәткәнлигини көрүп: \m — Бу адәм һәқиқәтән Худаниң оғли екән! — деди.\x + \xo 15:39 \xo*\xt Мат. 27:54; Луқа 23:47.\xt*\x* \m \v 40 У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап туруватқан бир нәччә аялларму бар еди. Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрйәм вә Саломилар бар еди. \f □ \fr 15:40 \fr*\ft \+bd «Йосәниң аниси Мәрйәм»\+bd* — «Мат.» 27:56дә «Йүсүпниң аниси Мәрйәм».\ft*\f* \x + \xo 15:40 \xo*\xt Мат. 27:55; Луқа 23:49.\xt*\x* \v 41 Улар әслидә Әйса Галилийә өлкисидә турған вақитта униңға әгишип, униң хизмитидә болғанлар еди; булардин башқа униң билән Йерусалимға биргә кәлгән йәнә нурғун аялларму \add униң әһвалиға\add* қарап туратти.\x + \xo 15:41 \xo*\xt Луқа 8:2, 3.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң дәпнә қилиниши \r Мат. 27:57-61; Луқа 23:50-56; Юһ. 19:38-42 \m \v 42 Кәчқурун кирип қалғанда («тәйярлаш күни», йәни шабат күниниң алдинқи күни болғачқа), \f □ \fr 15:42 \fr*\ft \+bd «тәйярлаш күни»\+bd* — адәттә шабат күниниң алдинқи күнини көрситиду. Шабат күнидә һәр қандақ ишләш (мәсилән отун териш, от йеқиш, хемир жуғуруш қатарлиқлар) мәнъий қилинғачқа, шабат күнидики барлиқ тамақларни андинқи күни, йәни җүмә күнидә тәйярлаш керәк еди. Униң үстигә, қаидә бойичә, өлтүрүлгәнләрниң җәсити шабат күнидә кресттә қалса болмайтти («Қан.» 21:23ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 15:42 \xo*\xt Мат. 27:57; Луқа 23:50; Юһ. 19:38.\xt*\x* \v 43 алий кеңәшминиң толиму мөтивәр әзаси, Ариматиялиқ Йүсүп бар еди. Уму Худаниң падишалиғини күтүватқан болуп, җүръәт қилип \add валий\add* Пилатусниң алдиға кирип, униңдин Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди. \v 44 Пилатус Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигигә һәйран болди; у йүз бешини чақирип, униңдин Әйсаниң өлгинигә хелә вақит болдиму, дәп сориди. \v 45 Йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни бәрди. \v 46 Йүсүп есил канап рәхт сетивелип, җәсәтни \add кресттин\add* чүшүрүп канап рәхттә кепәнлиди вә уни қияда оюлған бир қәбиргә қойди; андин қәбирниң ағзиға бир ташни домилитип қойди.\x + \xo 15:46 \xo*\xt Мат. 12:40; 26:12; 27:60; Луқа 23:53.\xt*\x* \m \v 47 Вә Магдаллиқ Мәрйәм билән Йосәниң аниси Мәрйәм униң қоюлған йерини көрүвалди. \b \b \m \c 16 \s1 Әйса өлүмдин тирилиду \r Мат. 28:1-8; Луқа 24:1-12; Юһ. 20:1-10 \m \v 1 Шабат күни өтүши биләнла, Магдаллиқ Мәрйәм, Яқупниң аниси Мәрйәм вә Саломилар берип Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди.\f □ \fr 16:1 \fr*\ft \+bd «Шабат күни өтүши биләнла»\+bd* — шабат күни шәнбә күни кәчтә күн петиши билән башлинатти. \+bd «... Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди»\+bd* — яки «Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалған еди». Бу ишқа қариғанда, аяллар униң өлүмдин тирилидиғанлиғини һеч ойлап бақмиған еди!\ft*\f* \x + \xo 16:1 \xo*\xt Мат. 28:1; Луқа 24:1; Юһ. 20:1.\xt*\x* \v 2 Һәптиниң биринчи күни улар бәк балдур, таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиши билән қәбиргә барди.\f □ \fr 16:2 \fr*\ft \+bd «һәптиниң биринчи күни»\+bd* — йәни йәкшәнбә күни.\ft*\f* \v 3 Улар өз ара: «Бизгә қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти. \v 4 Лекин улар башлирини көтирип қаривиди, ташниң бир янға домилитиветилгинини көрди — әслидә у таш наһайити йоған еди. \v 5 Улар қәбиргә киргәндә, оң тәрәптә олтарған, ақ тон кийгән, яш бир адәмни көрди, вә қаттиқ дәккә-дүккигә чүшти.\x + \xo 16:5 \xo*\xt Мат. 28:2; Юһ. 20:12.\xt*\x* \m \v 6 Лекин у уларға: \m — Дәккә-дүккигә чүшмәңлар. Силәр крестләнгүчи Насарәтлик Әйсани издәватисиләр. У тирилди, у бу йәрдә әмәс. Мана улар уни қойған җай!\x + \xo 16:6 \xo*\xt Мат. 28:5; Луқа 24:5.\xt*\x* \v 7 Лекин бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар, — деди.\f □ \fr 16:7 \fr*\ft \+bd «..бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар»\+bd* — Маркус беваситә демигини билән һәммимиз бу сөзлигүчи «яш адәм»ни пәриштә дәп билимиз (5-айәтни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 16:7 \xo*\xt Мат. 26:32; 28:10; Мар. 14:28; Рос. 1:3; 13:31; 1Кор. 15:5.\xt*\x* \m \v 8 Улар қәбирдин чиқипла бәдәр қачти. Уларни титрәк бесип һошини йоқитай дегән еди; бәк қорқуп кәткәчкә, һеч кимгә һеч немини ейтмиди.\f □ \fr 16:8 \fr*\ft \+bd «һеч кимгә һеч немини ейтмиди»\+bd* — мәнаси, бәлким мухлислиридин башқа һеч кимгә ейтмиди (мәсилән, «Мат.» 28:8, 10ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 16:8 \xo*\xt Мат. 28:8; Луқа 24:9; Юһ. 20:18.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши \r Мат. 28:9-10; Юһ. 20:11-18; Луқа 24:13-35 \m \v 9 Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди. \f □ \fr 16:9 \fr*\ft \+bd «Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди...»\+bd* — 9-20-айәтләр икки қедимий көчүрмидин башқа, һәммә көчүрмиләрдин тепилиду. Биз уларниң «Маркус»ниң һәқиқий бир қисми екәнлигигә һеч гуманимиз йоқ; бирақ мошу йәрдә сәһипә чәклимисидин толуқ испат кәлтүрәлмәймиз. Инглизчә билидиған оқурмәнләрниң «Ден Бургон»ниң ««Маркус»ниң ахирқи он икки айәтлири» дегән китавини Интернеттин тапалайдиғанлиғиға ишинимиз.\ft*\f* \x + \xo 16:9 \xo*\xt Луқа 8:2; Юһ. 20:14,16.\xt*\x* \v 10 Мәрйәм чиқип, матәм тутуп жиғлишип турған, бурун униң билән биллә болғанларға хәвәр бәрди. \v 11 Униң тирик екәнлигини вә Мәрйәмгә көрүнгәнлигини аңлиғанда, улар ишәнмиди. \b \m \s1 Әйсаниң икки мухлисиға көрүнүши \m \v 12 Бу ишлардин кейин, у уларниң ичидики йезиға кетиватқан иккиләнгә башқа сияқта көрүнди. \x + \xo 16:12 \xo*\xt Луқа 24:13.\xt*\x* \v 13 Буларму қалғанларниң йениға қайтип, уларға хәвәр қилған болсиму, лекин улар буларғиму ишәнмиди. \b \m \s1 Әйсаниң он бир мухлисиға көрүнүши \r Мат. 28:16-20; Луқа 24:36-49; Юһ. 20:19-23; Рос. 1:6-8 \m \v 14 Андин он бирәйлән дәстиханда олтирип ғизалиниватқанда, у уларға көрүнди вә уларниң етиқатсизлиғи вә таш жүрәклиги үчүн уларни тәнбиһ берип әйиплиди; чүнки улар өзиниң тирилгинини көргәнләргә ишәнмигән еди.\x + \xo 16:14 \xo*\xt Луқа 24:36; Юһ. 20:19; 1Кор. 15:5.\xt*\x* \m \v 15 У уларға мундақ деди: \m — Пүткүл җаһанға берип, яритилғучиларниң һәр биригә хуш хәвәрни җакалаңлар. \x + \xo 16:15 \xo*\xt Мат. 28:19; Юһ. 15:16.\xt*\x* \v 16 Етиқат қилип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Етиқат қилмиғанлар болса гунаға бекитилиду.\x + \xo 16:16 \xo*\xt Юһ. 3:18; 12:48.\xt*\x* \m \v 17 Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду: — улар Мениң намим билән җинларни һайдиветиду; улар йеңи тилларда сөзләйду, \f □ \fr 16:17 \fr*\ft \+bd «йеңи тиллар»\+bd* — демәк өзи үгәнмигән тиллар. «Рос.» 2:4-11ни, «1Кор.» 12-, 14-бапни вә мунасивәтлик изаһатларни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 16:17 \xo*\xt Луқа 10:17; Рос. 2:4; 5:16; 8:7; 10:46; 16:18; 19:6,12.\xt*\x* \v 18 улар иланларни қоллирида тутиду, һәр қандақ зәһәрлик нәрсини ичсиму, уларға зәрәр йәткүзмәйду; қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.\f □ \fr 16:18 \fr*\ft \+bd «улар иланларни қоллирида тутиду...»\+bd* — мәсилән, «Рос.» 28:3-6ни көрүң. \+bd «Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду... , ... қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду»\+bd* — ениқки, етиқат қилғучилар үчүн «мөҗизилик аламәтләр» Мәсиһкә иман-ишәш кәлтүргәндин \+bd кейинла\+bd* келиду («мошундақ мөҗизилик аламәтләр \+bd әгишип\+bd* һәмраһ болиду» (17-айәт)). «Аламәтләрни көрсәм, \+bd андин\+bd* ишинимән» дегүчиләр һәрдайим көп, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 16:18 \xo*\xt Луқа 10:19; Рос. 28:5, 8.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң асманға көтирилиши \r Луқа 24:50-53; Рос. 1:9-11 \m \v 19 Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди. \f □ \fr 16:19 \fr*\ft \+bd «Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди»\+bd* — «шуңа» — Рәб вәдә қилған «мөҗизилик аламәтләр» пәқәт Муқәддәс Роһ арқилиқ болатти; у әршкә көтирилмигән болса, Муқәддәс Роһ келәлмәйтти. \+bd Шуңа\+bd* (Өз сөз-каламини исшпатлайдиған мөҗизилик аламәтләрни мүмкин қилиш үчүн) у әршкә көтирилмисә болмайтти.\ft*\f* \x + \xo 16:19 \xo*\xt Луқа 24:50,51; Рос. 1:9.\xt*\x* \v 20 Мухлислар чиқип, һәр йәргә берип хуш хәвәрни җакалап жүрди. Рәб улар билән тәң ишләп, сөз-каламиға һәмраһ болуп әгәшкән мөҗизилик аламәтләр билән униңға испат бәрди.\f □ \fr 16:20 \fr*\ft \+bd «Рәб улар билән тәң ишләп...»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «Рәб Әйса улар билән тәң ишләп...» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 16:20 \xo*\xt Рос. 1:2; 14:3; 1Тим. 3:16; Ибр. 2:4.\xt*\x*