\id JOS \ide UTF-8 \h Йәшуа \toc1 Йәшуа \toc2 Йәшуа \toc3 Йә. \mt1 Йәшуа \c 1 \s1 Пәрвәрдигарниң Йәшуа пәйғәмбәрни чақириши, униңға вәзипә тапшуруши \m \v 1 Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Мусаниң хизмәткари, Нунниң оғли Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: — \f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин...»\+bd* — мошу җүмлә «вә» дегән сөз билән башлинип, «Йәшуа» дегән китапниң «Қанун Шәрһи» дегән китап билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Қан.» 34:12-айәтни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:1 \xo*\xt Қан. 1:38; 34:5\xt*\x* \m \v 2 Мениң қулум Муса вапат болди. Әнди сән қозғилип, бу хәлиқниң һәммисини башлап Иордан дәриясидин өтүп, Мән уларға, йәни Исраилларға тәқдим қилидиған зиминға киргин. \f □ \fr 1:2 \fr*\ft \+bd «Мениң қулум Муса вапат болди»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, Муса таққа чиқип Худаниң һозурида ялғуз өлгән вә Худа тәрипидин дәпнә қилинған. Һеч ким бу ишларға көз гувачи болмиған еди («Қан.» 34:5-6).\ft*\f* \v 3 Мән Мусаға ейтқинимдәк, путуңларниң тапини қәйәргә тәккән болса, шу җайни силәргә бәрдим; \x + \xo 1:3 \xo*\xt Қан. 11:24; Йә. 14:9\xt*\x* \v 4 чегараңлар чөл-баявандин тартип Ливанғичә, Һиттийларниң зиминини өз ичигә елип, Әфрат дәриясидин күн петиштики Оттура Деңизғичә болиду. \f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «Оттура Деңизғичә...»\+bd* — ибраний тилида «Улуқ Деңизғичә...».\ft*\f* \v 5 Сениң барлиқ һаят күнлириңдә һеч ким саңа қарши туралмайду. Мән Өзүм Муса билән биллә болғандәк сениң билән биллә болуп, сени һәргиз ташливәтмәймән. \x + \xo 1:5 \xo*\xt Қан. 31:6, 8; Ибр. 13:5, 6\xt*\x* \v 6 Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки сән бу хәлиқни Мән ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминға мирасхор қилип егилитисән. \x + \xo 1:6 \xo*\xt Қан. 31:23\xt*\x* \v 7 Мениң қулум Муса саңа буйруған барлиқ қанунға әмәл қилишқа көңүл бөлүп, қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин; сән қәйәргила барсаң ишлириң ғәлибилик болуши үчүн униңдин я оң я солға чәтнәп кәтмә; \f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «...қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин»\+bd* — һәр қандақ киши Худаниң әмирлиригә асасән барлиқ хәлиққә йетәкчилик қилип, хәлиқниң ишлирини идарә қилиш үчүн интайин җүръәтлик болуши керәк.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt Қан. 5:32; 28:14\xt*\x* \v 8 бу қанун китавини өз ағзиңдин нери қилмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, уни кечә-күндүз зикир килип ойла; шундақ қилсаң йоллириңда ғәлибилик болуп, өзүң ронақ таписән. \f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «китаптики бу қанун китави»\+bd* — (яки «муқәддәс қанундики бу китап» яки «китаптики бу қанун») — яки «Қанун Шерһи» яки «Муса пәйғәмбәрниң бәш китави»ни (йәни «Яритилиш», «Мисирдин Чиқиш», «Лавийлар» «Чөл-баявандики сәпәр», шундақла «Қанун Шерһи»ни) көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:8 \xo*\xt Зәб. 1:2\xt*\x* \v 9 Мана саңа: — Җүръәтлик вә қәйсәр бол, дәп буйруған едимғу? Шуңа һеч вәһимигә чүшмә, жүрәксиз болма; чүнки қәйәргә барсаң Пәрвәрдигар Худайиң сән билән биргидур. \b \m \s1 Йәшуаниң хәлиқни Қанаанға кирип җәң қилишқа тәйярлиши \m \v 10 Шуниң билән Йәшуа хәлиқниң башлириға буйруп: — \m \v 11 Силәр чедиргаһтин өтүп хәлиққә: — Өзүңлар үчүн озуқ-түлүк тәйяр қилиңлар, чүнки үч күн тошқанда силәр Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминни егиләш үчүн кирисиләр, — дәңлар, деди. \m \v 12 Йәшуа Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә сөз қилип: — \m \v 13 Худаниң қули болған Мусаниң силәргә буйруп: — Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар. \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар Худайиңлар .... бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар»\+bd* — Муса пәйғәмбәрниң «Худа... силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән» дегән сөзлири мошу икки йерим қәбилиниң Иордан дәриясиниң \+bd шәриқ тәрипидин\+bd* өзлири үчүн балдурла йәр-зимин егилигәнлигини көрситиду. Хәлиқ һазир дәриядин өтүп ғәрбий тәрәптики зиминни егиләшкә кириду. Муса пәйғәмбәрниң бу сөзлири «Қан.» 3:18-20дә тепилиду.\ft*\f* \v 14-15 Хотун бала-җақаңлар вә чарпайлириңлар Муса өзи силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң бу тәрипидики зиминда қалсун, лекин араңларда қанчилик батур палван болсаңлар, силәр өз қериндашлириңларниң алдида сәптә туруп уларға ярдәм берип җәң қилиңлар; таки Пәрвәрдигар Худайиңлар қериндашлириңларға силәргә ата қилғиниға охшаш арам ата қилип, қериндашлириңларға у уларға мирас қилип беридиған зиминни егиләтгичә шундақ қилиңлар. Андин силәр тәвәлигиңлар болған зиминни, йәни Худаниң қули болған Муса силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидики бу зиминни егиләш үчүн қайтип бериңлар, — деди.\f □ \fr 1:14-15 \fr*\ft \+bd «бу тәрәп»\+bd* — дәрияниң шәриқ тәрипи, һазирқи Сурийә зиминини көрситиду.\ft*\f* \m \v 16 Улар Йәшуаға җавап берип: — Сән бизгә әмир қилғанниң һәммисигә әмәл қилимиз, сән бизни қәйәргә әвәтсәң, шу йәргә баримиз. \v 17 Биз һәммә ишта Мусаниң сөзигә қулақ салғинимиздәк саңа қулақ салимиз; бирдин-бир тилигимиз, Пәрвәрдигар Худайиң Муса билән биллә болғандәк сениң биләнму биллә болғай! \v 18 Кимки сениң әмриңгә итаәтсизлик қилип, сән бизгә буйруған һәр қандақ сөзлириңгә қулақ салмиса, өлтүрүлиду! Сән пәқәтла җүръәтлик вә қәйсәр болғин, — деди. \b \b \m \c 2 \s1 Чарлиғучиларни әвәтиш \m \v 1 Андин кейин Нунниң оғли Йәшуа икки чарлиғучини Шиттимдин әвәтип уларға: — Силәр берип у зиминни, болупму Йерихо шәһирини чарлап келиңлар, деди. Шуниң билән улар у йәргә берип, Раһаб атлиқ бир паһишиниң өйигә кирип қонди. \v 2 Лекин бириси келип Йерихо падишасиға: — Бүгүн кечә Исраиллардин бир нәччә киши бу зиминни чарлиғили кәпту, дәп хәвәр йәткүзди. \m \v 3 Шуниң билән Йерихо падишаси Раһабниң қешиға адәм әвәтип: — Сениң қешиңға келип, өйүңгә киргән шу кишиләрни бизгә тапшуруп бәргин, чүнки улар бу зиминниң һәр йерини пайлиғили кәпту, — деди. \m \v 4 Лекин у аял у икки кишини елип чиқип йошуруп қойған еди; у җавап берип: — Дәрвәқә бу кишиләр мениң қешимға кәлди, лекин мән уларниң нәдин кәлгәнлигини билмидим; \v 5 қараңғу чүшүп, қовуқни етидиған вақит кәлгәндә шундақ болдики, бу адәмләр чиқип кәтти. Мән уларниң қәйәргә кәткинини билмәймән. Уларни тездин қоғлисаңлар, чоқум йетишивалисиләр, — деди. \m \v 6 Лекин у аял уларни өгүзгә елип чиқип, өгүзниң үстидә рәтләп йейип қойған зиғир пахаллириниң астиға йошуруп қойған еди. \v 7 У вақитта уларниң кәйнидин издәп қоғлиғучилар Иордан дәриясиниң йоли билән чиқип дәрия кечиклиригичә қоғлап барди. Уларни қоғлиғучилар шәһәрдин чиқиши биләнла, шәһәрниң қовуқи тақалди. \m \v 8 Шу вақитта, у иккилән техи ухлашқа ятмиған еди, Раһаб өгүзгә чиқип уларниң қешиға берип \v 9 уларға: — Пәрвәрдигарниң бу зиминни силәргә мирас қилип бәргәнлигини, шундақла силәрдин болған вәһимәңлар бизләргә чүшүп, бу зиминдикиләрниң һәммиси алдиңларда һалидин кетәй дегинини билимән; \v 10 чүнки биз силәр Мисирдин чиққиниңларда Пәрвәрдигарниң алдиңларда Қизил Деңизни қорутқанлиғини, шундақла силәрниң Иордан дәриясиниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси Сиһон билән Огни қандақ қилғанлиғиңларни, уларни мутләқ йоқатқанлиғиңларни аңлидуқ. \x + \xo 2:10 \xo*\xt Мис. 14:21; Чөл. 21:24, 34; Йә. 4:23\xt*\x* \v 11 Буни аңлап жүригимиз су болуп, силәрниң сәвәвиңлардин һәр қайсимизниң роһи чиқип кәтти. Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар болса жуқурида, асманларниң һәмдә төвәндә йәрниң Худасидур. \x + \xo 2:11 \xo*\xt Қан. 4:39\xt*\x* \v 12-13 Әнди силәрдин өтүнимәнки, мән силәргә көрсәткән һиммитим үчүн силәрму мениң атамниң җәмәтигә һиммәт қилишқа Пәрвәрдигарниң нами билән маңа қәсәм қилиңлар, шундақла ата-анамни, ака-ука, ача-сиңил қериндашлиримни вә уларға тәвә барлиғиға чеқилмаслиғиңлар, җенимизни тирик қалдуруп, өлүмдин қутқузушуңлар тоғрисида маңа бир капаләт бәлгүсини бериңлар, — деди. \m \v 14 Иккилән униңға: — Әгәр сән бу ишимизни ашкарилап қоймисаң, силәр җениңлардин айрилсаңлар, бизму җенимиздин айрилғаймиз! Шуниңдәк шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бизгә бу зиминни егә қилғузғанда, биз җәзмән силәргә меһриванларчә вә сәмимий муамилидә болимиз, деди. \m \v 15 Шуниң билән аял уларни пәнҗиридин бир тана билән чүшүрүп қойди (чүнки униң өйи шәһәрниң сепилида болуп, у сепилниң үстидә олтиратти).\fig Йерихо шәһиридики қош қатламлиқ сәпилләр|src="wallsjericho-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Йә.» 2:15"\fig* \m \v 16 Аял у иккисигә: — Қоғлиғучилар силәргә учрап қалмаслиғи үчүн, таққа чиқип, у йәрдә үч күн йошурунуп туруңлар; қоғлиғучилар шәһәргә қайтип кәлгәндин кейин, андин силәр өз йолуңларға маңсаңлар болиду, — деди. \m \v 17 Иккиси аялға: — Әгәр сән бизниң дегинимиздәк қилмисаң, сән бизгә қилғузған қәсәмдин халас болимиз: — \v 18 Мана, биз зиминға киргән чағда, сән бизни чүшүрүшкә ишләткән бу қизил танини пәнҗиригә бағлап қойғин; андин ата-анаңни, ака-ука қериндашлириңни, шундақла атаңниң барлиқ җәмәтидикиләрни өйүңгә, өзүңгә жиғип җәм қилғин. \v 19 Шундақ болидуки, өйүңниң ишиклиридин ташқириға чиққан һәр киминиң қени өз бешида болиду; биз униңға мәсъул әмәсмиз; лекин бирәв өйүңдә сән билән биллә болған бирисиниң үстигә қол салса, ундақта униң қени бизниң бешимизға чүшкәй! \x + \xo 2:19 \xo*\xt Мат. 27:25\xt*\x* \v 20 Әгәр сән бу ишимизни ашкарилап қойсаң, сән бизгә қилғузған бу қәсәмдин халас болимиз, — деди. \m \v 21 Раһаб җавап берип: — Силәрниң дегиниңләрдәк болсун дәп, уларни йолға селип қойди. Улар кәткәндин кейин, аял пәнҗиригә у қизил танини бағлап қойди. \m \v 22 У иккиси у йәрдин айрилип, таққа чиқип, қоғлиғучилар \add шәһәргә\add* қайтип кәткичә у йәрдә үч күн турди. Қоғлиғучилар йол бойидики һәммә йәрни издәпму уларни тапалмиди. \v 23 Андин бу иккиси тағдин чүшүп, қайтип маңди; улар дәриядин өтүп, Нунниң оғли Йәшуаниң қешиға келип, бешидин кәчүргәнлириниң һәммисини униңға дәп бәрди. \v 24 Улар Йәшуаға: — Пәрвәрдигар дәрвәқә барлиқ зиминни қолимизға тапшурди; зиминда туруватқанларниң һәммиси бизниң түпәйлимиздин роһи чиқип кәтти, — деди. \b \b \m \c 3 \s1 Исраилниң Иордан дәриясидин өтүши \m \v 1 Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп, пүткүл Исраил билән Шиттимдин айрилип Иордан дәриясиға кәлди; улар дәриядин өткичә шу йәрдә баргаһ тикип турди. \v 2 Үч күн тошуп, сәрдарлар чедиргаһтин өтүп, \v 3 хәлиққә әмир қилип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғини, йәни Лавийларниң уни көтирип маңғинини көргән һаман, турған орнуңлардин қозғилип, әһдә сандуғиниң кәйнидин әгишип меңиңлар. \v 4 Лекин униң билән силәрниң арилиғиңларда икки миң гәз арилиқ қалсун; қайси йол билән маңидиғиниңларни билишиңлар үчүн, униңға йеқинлашмаңлар; чүнки силәр илгири мошу йол билән меңип бақмиғансиләр, — деди. \m \v 5 Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларни пак-муқәддәс қилиңлар, чүнки әтә Пәрвәрдигар араңларда мөҗизә-карамәтләрни көрситиду, — деди. \v 6 Андин Йәшуа каһинларға: — Әһдә сандуғини көтирип хәлиқниң алдида дәриядин өтүңлар, дәп буйрувиди, улар әһдә сандуғини елип хәлиқниң алдида маңди. \m \v 7 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Һәммә Исраилниң Мениң Муса билән биллә болғинимдәк, сениң биләнму биллә болидиғанлиғимни билиши үчүн бүгүндин етиварән сени уларниң нәзиридә чоң қилимән.\x + \xo 3:7 \xo*\xt Йә. 1:5\xt*\x* \v 8 Әнди сән әһдә сандуғини көтәргән каһинларға: — Силәр Иордан дәриясиниң сүйиниң бойиға йетип кәлгәндә, Иордан дәрияси ичидә туруңлар, — дегин, — деди. \m \v 9 Йәшуа Исраилларға: — Бу яққа келиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң сөзини аңлаңлар, деди. \m \v 10-11 Андин Йәшуа: — Мана, силәр шу иш арқилиқ мәңгүлүк һаят Тәңриниң араңларда екәнлигини, шундақла Униң силәрниң алдиңлардин Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни һайдиветидиғанлиғини билисиләр — пүткүл йәр-зиминниң егисиниң әһдә сандуғи силәрниң алдиңларда Иордан дәрияси ичидин өткүзүлиду. \v 12 әнди Исраилниң қәбилилиридин он икки адәмни таллаңлар, һәр қайси қәбилидин бирдин болсун; \v 13 шундақ болидуки, пүткүл йәр-зиминниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң тапини Иордан дәриясиниң сүйигә тәккәндә, Иордан дәриясиниң сүйи, йәни баш еқинидин еқип кәлгән сулар үзүп ташлинип, дәрия көтирилип дөң болиду, — деди.\x + \xo 3:13 \xo*\xt Зәб. 113:3\xt*\x* \m \v 14 Әнди шундақ болдики, хәлиқ чедирлиридин чиқип Иордан дәриясидин өтмәкчи болғанда, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар хәлиқниң алдида маңди; \x + \xo 3:14 \xo*\xt Рос. 7:45\xt*\x* \v 15 әһдә сандуғини көтәргүчиләр Иордан дәриясиға йетип келип, путлири суға тегиши биләнла (орма вақтида Иордан дәриясиниң сүйи дәрияниң икки қирғиқидин тешип чиқиду), \x + \xo 3:15 \xo*\xt 1Тар. 12:16\xt*\x* \v 16 жуқури еқиндики сулар хелә жирақтила, Зарәтанниң йенидики Адәм шәһириниң йенида тохтап, дөң болди; Арабаһ түзләңлиги бойидики деңизға, йәни «Шор Деңизи»ға еқип чүшүватқан кейинки еқими үзүлүп қалди; хәлиқ болса Йерихо шәһириниң удулидин \add дәриядин\add* өтүп маңди. \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «Адәм шәһири»\+bd* — «Адәм» шәһәрниң нами. \+bd «Шор деңизи»\+bd* — һазир «Өлүк Деңиз» дәп атилиду.\ft*\f* \v 17 Пүткүл Исраил қуруқ йәрни дәссәп, барлиқ хәлиқ Иордан дәриясидин пүтүнләй өтүп болғичилик, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида қуруқ йәрдә мәзмут турди. \b \b \m \c 4 \s1 Дәриядин өткәнлиги хатириләш \m \v 1 Пүткүл хәлиқ Иордан дәриясидин тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —\x + \xo 4:1 \xo*\xt Йә. 3:12\xt*\x* \m \v 2 Хәлиқниң арисидин он икки адәмни таллиғин, һәр қәбилидин бирдин адәм болсун, \v 3 уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидин, каһинларниң путлири мәзмут турған җайдин он икки ташни елип, уларни көтирип келип өзүңлар бүгүн кечә баргаһ тикидиған йәргә қоюңлар, дегин, деди. \m \v 4 Шуниң билән Йәшуа һәр қәбилидин бирдин адәмни, йәни Исраиллар арисидин таллиған он икки кишини чақирди; \v 5 андин Йәшуа уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисиға чүшүп Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң алдиға берип, Исраилниң он икки қәбилисиниң саниға мас һалда бирдин ташни елип мүрәңләргә қоюңлар. \v 6 Чүнки бу араңларда бир әсләтмә-бәлгү болиду; кәлгүсидә балилириңлар: — Бу ташларниң силәргә немә әһмийити бар? — дәп сорап қалса, силәр уларға: — \m \v 7 Иордан дәриясиниң сулири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида үзүп қоюлди; \add әһдә сандуғи\add* Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә Иордан дәриясиниң сулири үзүп қоюлди; шуңа бу ташлар Исраилларға мәңгүлүк бир әсләтмә-бәлгү болиду, — дәп җавап берисиләр.\x + \xo 4:7 \xo*\xt Йә. 3:13\xt*\x* \m \v 8 Шуниң билән Исраиллар Йәшуа уларға буйруғандәк қилди. Пәрвәрдигарниң Йәшуаға қилған әмри бойичә Исраилниң қәбилилириниң саниға мувапиқ Иордан дәриясиниң оттурисидин он икки ташни елип, қонидиған җайға көтирип берип, шу йәрдә қоюп қойди. \m \v 9 Буниңдин башқа Йәшуа Иордан дәриясиниң оттурисида әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң путлири мустәһкәм турған җайда он икки ташни тикләп қойди. Бу ташлар болса бүгүнгичә шу йәрдә туриду. \m \v 10 Пәрвәрдигар Йәшуаға хәлиққә ейтишқа тапилиған барлиқ ишлар орунланғичилик, йәни Муса әслидә Йәшуаға буйруғанлириниң һәммиси беҗа кәлтүрүлгичә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида тохтап турди. Хәлиқ шу йәрдин тездин өтүвататти. \v 11 Шундақ болдики, барлиқ хәлиқ тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигарниң \add әһдә\add* сандуғи билән каһинлар хәлиқниң алдидин өтти. \v 12 Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисидикиләрму Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп Исраилларниң алдида дәриядин өтти. \f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «...Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп,...»\+bd* — яки «Мусаниң уларға буйруғинидәк қурал-ярақларни көтирип,...».\ft*\f* \x + \xo 4:12 \xo*\xt Чөл. 32:20, 29\xt*\x* \v 13 Җәмий болуп қириқ миңчә қуралланған киши Пәрвәрдигарниң алдидин өтүп, Йерихо түзләңликлиригә келип, җәң қилишқа тәйяр турди. \m \v 14 У күни Пәрвәрдигар Йәшуани пүткүл Исраилниң нәзиридә чоң қилди; улар униң пүтүн өмридә Мусадин қорққандәк униңдинму қорқти.\x + \xo 4:14 \xo*\xt Йә. 3:7\xt*\x* \m \v 15 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — \m \v 16 Һөкүм-гувалиқ сандуғини көтәргән каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруғин, деди.\f □ \fr 4:16 \fr*\ft \+bd «Һөкүм-гувалиқ сандуғи»\+bd* — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.\ft*\f* \b \m \v 17 Шуңа Йәшуа каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруди. \v 18 Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисидин чиқип, путлириниң тапини қуруқлуқни дәссиши биләнла, Иордан дәриясиниң сүйи йәнә өз җайиға қайтип келип, авалқидәк икки қирғиқиғичә тешип еқишқа башлиди. \m \v 19 Хәлиқ болса биринчи айниң онинчи күни Иордан дәриясидин өтүп, Йерихониң шәрқиниң әң чәт тәрипидики Гилгалға келип чедиргаһ тикти. \m \v 20 Улар Иордан дәриясидин алғач кәлгән он икки ташни болса, Йәшуа уларни Гилгалда тикләп қойди; \v 21 андин Исраилларға: — Кейин балилириңлар өз атилиридин: — Бу ташларниң әһмийити немә, дәп сориса, \v 22 силәр балилириңларға мундақ уқтуруп қоюңлар: — «Исраил илгири қуруқ йәрни дәссәп Иордан дәриясидин өткән еди; \v 23 чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар биз Қизил Деңиздин өткичә алдимизда униң сулирини қурутуп бәргәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр өткичә алдиңларда Иордан дәриясиниң сүйини қурутуп бәрди; \x + \xo 4:23 \xo*\xt Мис. 14:21\xt*\x* \v 24 йәр йүзидики барлиқ әлләр Пәрвәрдигарниң қолиниң қанчилик күчлүклүгини билсун, шундақла силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлардин һемишә қорқушуңлар үчүн У шундақ қилди» — деди. \b \b \m \c 5 \m \v 1 Шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики Аморийларниң һәммә падишалири билән деңизниң йенидики Ⱪананийларниң һәммә падишалири Пәрвәрдигарниң Исраиллар өтүп кәткичә уларниң алдидин Иордан сулирини қандақ қурутуп бәргинини аңлиғанда, жүрәклири су болуп, Исраилларниң сәвәвидин уларниң роһи чиқай дәп қалди. \b \m \s1 Йеңи бир дәвирниң сүннәт қилиниши \m \v 2 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Сән чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни иккинчи қетим хәтнә қилғин, деди.\x + \xo 5:2 \xo*\xt Мис. 4:25\xt*\x* \m \v 3 Шуниң билән Йәшуа чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни «Хәтнилик дөңлүги»дә хәтнә қилди. \f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «Хәтнилик дөңлүги»\+bd* — ибраний тилида «Гибеаһ һааралот».\ft*\f* \v 4 Йәшуаниң уларни хәтнә қилишиниң сәвәви шу едики, Мисирдин чиққан җәңгә яриғидәк һәммә әркәкләр Мисирдин чиққандин кейин чөллүкниң йолида өлүп түгигән еди. \v 5 Чүнки Мисирдин чиққан барлиқ хәлиқ хәтнә қилинған болсиму, лекин Мисирдин чиқип чөллүкниң йолида жүргән вақитта Исраил арисида туғулғанларниң һәммиси хәтнисиз қалған еди; \v 6 Чүнки әслидә Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиған, Мисирдин чиққан хәлиқ ичидики җәңгә яриғидәк барлиқ әркәкләр өлүп түгигичә Исраиллар қириқ жил чөлдә жүргән еди; Пәрвәрдигар уларға: — Силәрни Мән ата-бовилириңларға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминни, йәни сүт билән һәсәл ақидиған жутни көргүчиләр қилмаймән, дәп қәсәм қилған еди. \x + \xo 5:6 \xo*\xt Чөл. 14:23\xt*\x* \v 7 Лекин Пәрвәрдигар уларниң орнини бастурған әвлатлири болса, йолда хәтнә қилинмиғачқа, Йәшуа өзи уларни хәтнә қилди. \v 8 Барлиқ хәлиқ хәтнә қилинип, сақайғичилик чедирлирида, өз орунлиридин чиқмай турди. \m \v 9 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Бүгүн Мән Мисирниң ар-номусини үстүңлардин жумилитивәттим, деди. Шуниң билән у җайға «Гилгал» дәп нам қоюлуп, таки бүгүнгичә шундақ аталмақта.\f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «Мисирниң ар-номуси»\+bd* — бу немини көрситиду? Бизниңчә у мундақ үч җәһәтни өз ичигә алиду: ـ (1) сүннәт қилиниши билән улар бутпәрәс Мисирлиқларға охшимайдиған болди, Худаниң әһдисигә бағланған кишиләрдин болди («Яр.» 17:10-14ни көрүң); (2) Мисирлиқлар әслидә уларни мазақ қилип: «улар чөл-баяванда өлмәй қалмайду» дегән болуши мүмкин («Мис.» 32:12); улар вәдә қилинған зиминға кириши билән бу мазақ сөзи йоқ болатти; (3) Исраиллар һазир қуллуқта қелиш номуслуғидин азат болған. \+bd «Гилгал»\+bd* — «жумилаш» дегән мәнидә.\ft*\f* \m \v 10 Шуниң билән Исраиллар Гилгалда чедир тикип турди. Биринчи айниң он төртинчи күни ахшими Йерихо дияриниң түзләңликлиридә «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди. \x + \xo 5:10 \xo*\xt Мис. 12:6\xt*\x* \v 11 «Өтүп кетиш һейти»ниң әтиси улар шу йәрниң ашлиқ мәһсулатлиридин йеди, җүмлидин шу күни петир нанларни вә қомачларни йеди. \x + \xo 5:11 \xo*\xt Мис. 12:39; Лав. 2:14\xt*\x* \v 12 Улар шу зиминниң ашлиқ мәһсулатлиридин йегәндин кейин, әтиси «манна»ниң чүшүши тохтиди. Шу вақиттин тартип Исраилларға һеч манна болмиди; шу жилда улар Қанаан зимининиң мәһсулатлиридин йеди. \b \m \s1 Йерихо шәһириниң үстидин ғәлибә қилиш \m \v 13 Амма Йәшуа Йерихоға йеқин кәлгәндә, бешини көтирип қаривиди, мана униң алдида суғурулған қилични тутуп турған бир адәм туратти. Йәшуа униң қешиға берип униңдин: — Сән биз тәрәптиму, яки дүшмәнлиримиз тәрәптиму? — дәп сориди. \x + \xo 5:13 \xo*\xt Мис. 23:23\xt*\x* \m \v 14 У җавап берип: — Яқ, ундақ әмәс, бәлки Мән Пәрвәрдигарниң қошунлириниң Сәрдари болуп кәлдим» — деди. \m Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип униңға: — Рәббимниң қулиға немә тапшуруқлири баркин? дәп сориди.\f □ \fr 5:14 \fr*\ft \+bd «Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип...»\+bd* — хелә рошәнки, Йәшуа бу затни Худаниң сүпитидә дәп билип сәҗдә қилғанда, у зат уни тосумиди. Кейин (6:2) «Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари» болған шу зат Пәрвәрдигардәк сөзләйду. Бу «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Худаниң өзини ашкарилиши болуп, йәни Мәсиһниң Өзидин башқа һеч ким әмәстур. «Яр.» 16:7ни вә изаһатни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 5:14 \xo*\xt Яр.17:1-3; Мис.23:20-22\xt*\x* \m \v 15 Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари Йәшуаға: — Путуңдики кәшиңни салғин, чүнки сән турған йәр муқәддәс җайдур, девиди, Йәшуа шундақ қилди.\x + \xo 5:15 \xo*\xt Мис.3:5\xt*\x* \b \b \m \v 16 Йерихо сепилиниң қовуқ-дәрвазилири Исраилларниң сәвәвидин мәһкәм етилип, һеч ким чиқалмайтти, һеч ким кирәлмәйтти. \m \c 6 \m \v 1 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Мана, Мән Йерихо шәһирини, падишасини һәмдә батур җәңчилирини қолуңға тапшурдум. \m \v 2 Әнди силәр, йәни барлиқ җәңчиләр шәһәрни бир қетим айлинип меңиңлар; алтә күнгичә һәр күни шундақ қилиңлар. \v 3 Һәмдә йәттә каһин әһдә сандуғиниң алдида қочқар мүңгүзидин етилгән йәттә бурғини көтирип маңсун; йәттинчи күнигә кәлгәндә силәр шәһәрни йәттә қетим айлинисиләр; каһинлар бурғиларни чалсун. \v 4 Шундақ болидуки, улар қочқар бурғилири билән созуп бир аваз чиқарғинида, барлиқ кишиләр бурғиниң авазини аңлап, қаттиқ тәнтәнә қилип товлисун; буниң билән шәһәрниң сепиллири тегидин өрүлүп чүшиду, һәр бир адәм алдиға қарап етилип кириду, — деди. \m \v 5 Шуниң билән Нунниң оғли Йәшуа каһинларни чақирип уларға: — Силәр әһдә сандуғини көтирип меңиңлар; йәттә каһин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтирип маңсун, деди \m \v 6 У хәлиққә: — Чиқип шәһәрни айлиниңлар; қураллиқ ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида маңсун, деди. \m \v 7 Йәшуа буни хәлиққә буйруғандин кейин, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип бурғиларни чалди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса уларниң кәйнидин елип меңилди. \v 8 Қураллиқ ләшкәрләр бурға челиватқан каһинларниң алдида маңди; әһдә сандуғиниң арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди. Каһинлар маңғач бурға чалатти. \b \m \v 9 Йәшуа хәлиққә буйруп: — Мән силәргә: «Товлаңлар» демигичә нә товлимаңлар, нә авазиңларни чиқармаңлар, нә ағзиңлардин һеч бир сөзму чиқмисун; лекин силәргә «Товлаңлар» дегән күнидә, шу чағда товлаңлар, — дегән еди. \m \v 10 Шу тәриқидә улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип шәһәрни бир айланди. Халайиқ чедиргаһқа қайтип келип, чедиргаһда қонди. \m \v 11 Әтиси Йәшуа таң сәһәрдә қопти, каһинларму Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йәнә көтәрди; \v 12 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип тохтимай челип маңатти; \add каһинлар\add* маңғач бурға чалғанда, қураллиқ ләшкәрләр уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди. \f □ \fr 6:12 \fr*\ft \+bd «каһинлар маңғач бурға чалғанда, қураллиқ ләшкәрләр уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди»\+bd* — яки «қураллиқ адәмләр болса уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип бурға чалғач маңди».\ft*\f* \m \v 13 Иккинчи күниму улар шәһәрниң әтрапини бир қетим айлинип, йәнә чедиргаһқа йенип кәлди. Улар алтә күнгичә шундақ қилип турди. \m \v 14 Йәттинчи күни улар таң сәһәрдә қопуп, охшаш һаләттә йәттә қетим шәһәрниң әтрапини айланди; пәқәт шу күнила улар шәһәрниң әтрапини йәттә қетим айланди. \v 15 Йәттинчи қетим айлинип болуп, каһинлар бурға чалғанда Йәшуа хәлиққә: — Әнди товлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни силәргә тапшуруп бәрди! \v 16 Лекин шәһәр вә униң ичидики барлиқ нәрсиләр Пәрвәрдигарға мутләқ аталғанлиғи үчүн \add силәргә\add* «һарам»дур; пәқәт паһишә аял Раһаб билән униң пүтүн өйидикиләрла аман қалсун; чүнки у биз әвәткән әлчилиримизни йошуруп қойған еди. \f □ \fr 6:16 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарға мутләқ аталғанлиғи үчүн силәргә һарам болиду»\+bd* — «һарам» ибраний тилида «һәрәм». Мошу уқум ибраний тилида пәқәт «Пәрвәрдигарға «һәрәм» дәп атилиду» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Ибраний тилида «һәрәм» дәп бекитилгән һәр бир нәрсә адәттә мутләқ һалак қилиниши керәк (24-айәтни көрүң). Лекин мошу қетим шәһәрдин елинған металдин ясалған нәрсиләр Пәрвәрдигарниң йолида ишлитилишкә сақлансун, дәп буйрулған еди (19-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 17 Лекин силәр қандақла болмисун «һарам» дәп бекитилгән нәрсиләрдин өзүңларни тартиңлар; болмиса, «һарам» қилинған нәрсиләрдин елишиңлар билән өзүңларни һарам қилип, Исраилниң чедиргаһиниму һарам қилип униң үстигә апәт чүшүрисиләр. \v 18 Амма барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған нәрсиләр болса Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинсун; улар Пәрвәрдигарниң ғәзнисигә киргүзулсун, — деди.\x + \xo 6:18 \xo*\xt Чөл. 31:54\xt*\x* \m \v 19 Шуниң билән хәлиқ товлишип, каһинлар бурға чалди. Шундақ болдики, хәлиқ бурға авазини аңлиғинида интайин қаттиқ товливиди, сепил тегидин өрүлүп чүшти; хәлиқ униң үстидин өтүп, һәр бири өз алдиға атлинип кирип, шәһәрни ишғал қилди. \x + \xo 6:19 \xo*\xt Ибр. 11:30\xt*\x* \v 20 Улар әр-аял болсун, қери-яш болсун, қой-кала вә ешәкләр болсун шәһәр ичидики һәммини қиличлап йоқатти. \m \v 21 Йәшуа у зиминни чарлап кәлгән икки адәмгә: — Силәр у паһишә хотунниң өйигә кирип, униңға бәргән қәсимиңлар бойичә уни вә униңға тәвә болғанларниң һәммисини елип чиқиңлар, деди.\x + \xo 6:21 \xo*\xt Йә. 2:14; Ибр. 11:31\xt*\x* \m \v 22 Шуниң билән икки чарлиғучи яш жигит кирип, Раһабни ата-аниси билән қериндашлириға қошуп һәммә нәрсилири билән елип чиқти; улар униң барлиқ уруқ-туққанлирини елип келип, уларни Исраилниң чедиргаһиниң сиртиға орунлаштуруп қойди. \v 23 Халайиқ шәһәрни вә шәһәр ичидики һәммә нәрсиләрни от йеқип көйдүрүвәтти. Пәқәт алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған қача-қуча әсвапларни жиғип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә әкирип қойди. \m \v 24 Лекин Йәшуа паһишә аял Раһабни, ата җәмәтидикиләрни вә униңға тәвә болғанлириниң һәммисини тирик сақлап қалди; у бүгүнгичә Исраил арисида туруватиду; чүнки у Йәшуа Йерихони чарлашқа әвәткән әлчиләрни йошуруп қойған еди. \m \v 25 У чағда Йәшуа агаһ-бешарәт берип: — Бу Йерихо шәһирини қайтидин ясашқа қопқан киши Пәрвәрдигарниң алдида қарғиш астида болиду; у шәһәрниң улини салғанда тунҗа оғлидин айрилиду, шәһәрниң қовуқлирини орунлаштуридиған чағда кичик оғлидинму айрилиду, — деди.\f □ \fr 6:25 \fr*\ft \+bd «У чағда Йәшуа агаһ-бешарәт берип...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: - «У чағда Йәшуа қәсәм ичип...». Лекин бизниңчә Йәшуаниң сөзи қәсәм әмәс. \+bd «...шәһәрниң қовуқлирини орунлаштуридиған чағда кичик оғлидинму айрилиду»\+bd* — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши «1Пад.» 16:34дә хатирилиниду.\ft*\f* \x + \xo 6:25 \xo*\xt 1Пад. 16:34\xt*\x* \m \v 26 Пәрвәрдигар Йәшуа билән биллә еди; униң нам-шөһрити пүткүл зиминға кәң тарқалди. \b \b \m \c 7 \s1 Ақанниң гуна қилип Исраил үстигә апәт чүшүрүши \m \v 1 Лекин Исраил «һарам» нәрсиләр үстидә итаәтсизлик қилди; чүнки Йәһуда қәбилисидин болған Зәраһниң әвриси, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан дегән киши һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин алған еди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди.\x + \xo 7:1 \xo*\xt Йә. 22:20; 1Тар. 2:7\xt*\x* \m \v 2 Йәшуа Йериходин Бәйт-Әлниң шәриқ тәрипидики Бәйт-Авәнниң йенида болған Айи шәһиригә бир нәччә адәм әвәтип уларға: — У йәргә чиқип у зиминни чарлап келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән у адәмләр чиқип Айи зиминини чарлап кәлди. \v 3 Улар қайтип келип, Йәшуаға: — Һәммә хәлиқниң у йәргә беришиниң һаҗити йоқ екән, икки-үч миңчә адәм болсила айиға һуҗум қилип \add уни егиләләйду;\add* у йәрдә олтиришлиқ кишиләр аз болғачқа, пүткүл хәлиқни аварә қилип у йәргә әвәтмигин, — деди. \m \v 4 Шуниң билән хәлиқтин үч миңчә киши у йәргә чиқти; лекин булар Айиниң адәмлири алдидин қечип кетишти. \v 5 Айиниң адәмлири улардин оттуз алтичә кишини уруп өлтүрди; қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә қоғлап берип, у йәрдики даванда уларни уруп мәғлуп қилди. Андин хәлиқниң жүриги су болуп, қаттиқ сарасимгә чүшти. \f □ \fr 7:5 \fr*\ft \+bd «...қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә»\+bd* — яки «қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин «дәзләр» дегән җайғичә».\ft*\f* \v 6 Йәшуа кийимлирини житип, Исраилниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәргә дүм жиқилип, башлириға топиларни чечип, у йәрдә кәч киргичә йетип қалди. \v 7 Йәшуа: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар, сән бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн, бу хәлиқни немишкә Иордан дәриясиниң бу тәрипигә өткүзгәнсән? Биз Иордан дәриясиниң у тәрипидә турувәргән болсақ боптикән! \v 8 Әй Рәббим! Исраил өз дүшмәнлириниң алдидин бурулуп қачқан йәрдә мән немиму дейәләймән? \v 9 Ⱪананийлар, шундақла зиминда барлиқ туруватқанлар буни аңлиса бизни қапсивелип йәр йүзидин намимизни үзүп ташлайду; шу чағда Сән улуқ нам-шөһритиң үчүн немиләрни қилисән?! — деди. \m \v 10 Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға җавап берип мундақ деди: — «Орнуңдин қоп! Немишкә шундақ дүм ятисән? \v 11 Исраил гуна қилди! Улар йәнә Мән уларға тапилиған әһдәмгә хилаплиқ қилип, һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин елип, оғрилиқ қилип, алдамчилиқ қилип һәм һарам бекитилгәнни өз маллириниң арисиға тиқип қойди. \v 12 Шуңа Исраиллар дүшмәнлириниң алдида тик туралмайду; улар өзлирини «һарам» қилип бекитип, мутләқ йоқитилишқа йүзләнгәчкә, дүшмәнлириниң алдидин бурулуп арқисиға қачиду. Әгәр силәр «һарам» дәп бекитилгәнни араңлардин тамамән йоқ қилмисаңлар, мундин кейин мән силәр билән биллә болмаймән. \m \v 13 Әнди сән туруп хәлиқни пак-муқәддәс қилип уларға: — «Әтә үчүн өзүңларни пак қилиңлар; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Әй Исраил, сәндә «һарам» дәп бекитилгән нәрсә бардур; бу һарам нәрсини араңлардин йоқ қилмиғичилик дүшмәнлириңларниң алдида тик туралмайсиләр. \v 14 Әтә сәһәрдә силәр қәбилә бойичә һазир қилинисиләр; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун; Пәрвәрдигар бекиткән җәмәт аилә-аилә бойичә бирдин-бирдин һазир болуп алдиға кәлсун; андин Пәрвәрдигар бекиткән аилидики әркәкләр бирдин-бирдин алдиға келип һазир болсун. \f □ \fr 7:14 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун...»\+bd* — Худа қайси йол билән гунакар қәбилини көрсәткәнлиги мошу йәрдә аян қилинмайду; шүбһисизки, көрситиш йоли чәк ташлаш яки баш каһин көтәргән «урим вә туммим» арқилиқ болған болса керәк.\ft*\f* \v 15 Шундақ болидуки, һарам дәп бекитилгән нәрсини өз йенида сақлиған киши тепилғанда, Пәрвәрдигарниң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи үчүн һәм шундақла Исраил ичидә рәзиллик садир қилғини үчүн у вә униңға барлиқ тәвә болғанлар отта көйдүрүлсун, — дәйду», дәп ейтқин». \m \v 16 Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп Исраилни алдиға жиғип, қәбилә-қәбилини һазир қиливиди, Йәһуда қәбилиси бекитилди; \v 17 у Йәһуданиң җәмәтлирини һазир қиливиди, Зарһийлар җәмәти бекитилди. У Зарһийлар җәмәтини аилә-аилә бойичә алдиға кәлтүрүвиди, Забди дегән киши бекитилди. \f □ \fr 7:17 \fr*\ft \+bd «Зарһийлар җәмәти»\+bd* — яки «Зарһийлар». «Зарһийлар» дегән «Зәраһлар»ниң башқа бир шәкли (1:7ни көрүң).\ft*\f* \v 18 Забди өз аилисидики әркәкләрни бирдин-бирдин һазир қиливиди, Йәһуда қәбилисидин Зәраһниң әвлади, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан бекитилди.\f □ \fr 7:18 \fr*\ft \+bd «Зәраһниң әвлади»\+bd* — ибраний тилида «Зәраһниң оғли».\ft*\f* \m \v 19 Шуниң билән Йәшуа Ақанға: — Әй оғлум, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип, \add Униң һөрмити үчүн\add* қилғанлириңни иқрар қилғин; мәндин һеч немини йошурмай, қилғиниңниң һәммисини маңа ейтқин, деди.\f □ \fr 7:19 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип Униң һөрмити үчүн қилғанлириңни иқрар қилғин»\+bd* — Ақанниң қилғанлирини иқрар қилғининиң өзи Худаға шан-шәрәпни қайтурушни болиду, чүнки бу иш Худаниң һәммә иштин хәвәрдар болғинини халайиқ алдида көрситидиған иштур.\ft*\f* \m \v 20 Ақан Йәшуаға җавап берип: — Мән дәрвәқә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар алдида гуна қилип, мундақ-мундақ қилдим: \v 21 мән олҗиниң арисидин Шинарда чиққан чирайлиқ бир тонға, икки йүз шәкәл күмүч, әллик шәкәл еғирлиқтики алтун тахтиға көзүм қизирип уларни еливалдим. Мана, бу нәрсиләрни чедиримниң оттурисидики йәргә көмүп қойдум, күмүч уларниң астида, — деди.\f □ \fr 7:21 \fr*\ft \+bd «Шинар»\+bd* — Бабилниң башқа бир намидур.\ft*\f* \m \v 22 Шуларни девиди, Йәшуа әлчиләрни әвәтти, улар чедирға жүгүрүп барди вә мана, нәрсиләр дәрвәқә чедирда йошуруқлуқ болуп, күмүч буларниң астида еди. \v 23 Улар бу нәрсиләрни чедирдин елип чиқип Йәшуаға, шундақла барлиқ Исраилларниң қешиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди. \v 24 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил җамаити қопуп Зәраһниң оғли Ақанни, күмүч, тон вә алтун тахта билән қошуп, униң оғуллири билән қизлирини, уйлири билән ешәклири, қойлири, чедири билән барлиқ тәвәликлирини елип Ақор җилғисиға кәлтүрди. \m \v 25 Йәшуа Ақанға: — Сән бешимизға қанчилик апәт кәлтүрдүң! Мана, бүгүн Пәрвәрдигар сениң үстүңгә апәт кәлтүриду, — деди. Андин пүткүл Исраил җамаити уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргәндин кейин, һәммини отта көйдүрүвәтти. \f □ \fr 7:25 \fr*\ft \+bd «...Исраил җамаити \+bd*\+bdit Ақанни\+bdit* чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргән...» — Ақанниң аилисидикиләр чалма-кесәк қилинди; чүнки аилисидикиләр униң гунайини көрүп туруп униң тоғрилиқ җим турғачқа, униңға шерик болуп қалған.\ft*\f* \v 26 Андин халайиқ бир чоң дога ташни униң үстигә догилап қойди. Бүгүнгә қәдәр у у йәрдә турмақта. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви янди. Шуниң билән шу йәргә «Апәт җилғиси» \add «(Ақор җилғиси)»\add* дәп нам қоюлди вә бу күнгичә шундақ аталмақта.\f □ \fr 7:26 \fr*\ft \+bd «Апәт җилғиси»\+bd* — ибраний тилида «Ақор җилғиси».\ft*\f* \b \b \m \c 8 \s1 Исраилниң Айи шәһири үстидин ғәлибә қилиши \m \v 1 Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән һеч қорқма, һәм һодуқмиғин. Туруп, барлиқ җәңчиләрни өзүң билән елип, Айи шәһиригә чиққин. Мана, Мән Айиниң падишаси, хәлқи, шәһири вә зиминини қошуп сениң қолуңға тапшурдум. \x + \xo 8:1 \xo*\xt Қан. 1:21; 7:18\xt*\x* \v 2 Сән Йерихо билән униң падишасиға қандақ қилған болсаң Айи шәһири билән униң падишасиғиму шундақ қилисән. Пәқәт силәр бу қетим шәһәрдин олҗа вә чарпайларни алсаңлар болиду. Әнди сән шәһәрниң кәйни тәрипигә һуҗум қилишқа пистирма қойғин, — деди.\x + \xo 8:2 \xo*\xt Қан. 20:14; Йә. 6:21\xt*\x*\fig Қанаан җәнубий тәрипидә жүргүзүлгән һәрбий жүрүшләр|src="southerncampaign-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Йә.» 5-10"\fig* \m \v 3 Шуниң билән, Йәшуа билән һәммә җәңчиләр қозғилип, айиға һуҗум қилишқа чиқти. Йәшуа оттуз миң батур җәңчини илғап кечидә уларни маңдурди \v 4 вә уларға мундақ тапилиди: — «Силәр агаһ болуп, шәһәрдин бәк нери кәтмәй шәһәрниң кәйнидә мөкүнүп туруп, һәммиңлар бөктүрмә һуҗумға тәйяр туруңлар. \v 5 Мән өзүм билән қалған һәммә кишиләрни елип шәһәргә йеқин баримән; шундақ болидуки, улар балдурқидәк алдимизға чиқип һуҗум қилғанда, биз уларниң алдидин қачимиз; \v 6 улар җәзмән бизниң кәйнимиздин қоғлайду; улар: «Исраиллар балдурқидәк алдимиздин қечип кәтти» дәп ойлайду, биз уларни аздуруп шәһәрдин жирақ елип чиқимиз. Шуниң үчүн биз уларниң алдидин қачимиз. \v 7 У вақитта силәр бөктүрмидин қопуп чиқип, шәһәрни ишғал қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар бу шәһәрни силәрниң қолуңларға тапшуриду. \v 8 Шәһәрни ишғал қилғандин кейин Пәрвәрдигарниң тапилиғини бойичә у шәһәрни от йеқип көйдүриветиңлар. Мана, мән силәргә әмир бәрдим». \m \v 9 Йәшуа уларни йолға салди, улар берип Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, Айиниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә селип марап олтарди. Йәшуа болса у кечиси хәлиқниң арисида қонди. \v 10 Әтиси сәһәр Йәшуа қопуп, хәлиқни жиғип тәкшүрди; андин у Исраилниң ақсақаллири билән биллә хәлиқниң алдида Айиға қарши маңди. \v 11 Униң билән биллә болған һәммә җәңчиләрму униң билән чиқип, шәһәрниң алдиға йеқин берип, Айиниң шимал тәрипидә чедир тикти. Улар чүшкән җай билән Айиниң оттурисида бир җилға бар еди. \v 12 Йәшуа бәш миңчә адәмни таллап елип берип, Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, шәһәрниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә турғузған еди. \v 13 Шундақ қилип, барлиқ хәлиқ, йәни шәһәрниң шимал тәрипидики баргаһтики қошун билән ғәрип тәрипидики пистирма қошун орунлаштуруп бөлүнди. Шу кечиси Йәшуа өзи җилғиниң оттурисиға чүшти. \v 14 Айиниң падишаси шу әһвални көрди вә шәһәрдикиләр алдирап сәһәр қопушти; падиша билән барлиқ хәлқи Исраил билән соқушуш үчүн бәлгүләнгән вақитта Арабаһ түзләңлигигә чиқти. Лекин падишаниң шәһәрниң кәйнидики пистирма қошундин хәвири йоқ еди. \f □ \fr 8:14 \fr*\ft \+bd «бәлгүләнгән вақитта»\+bd* — бәлким Бәйт-Әлдикиләр билән пүтүшкән мәлум бир вақит болуши мүмкин (17-айәтни көрүң). Башқа бир хил тәрҗимиси «бәлгүләнгән җайда».\ft*\f* \v 15 Йәшуа билән барлиқ Исраил болса өзлирини улардин йеңилгәнгә селип, чөл тәрәпкә қачти. \v 16 Шәһәрдә бар хәлиқниң һәммиси уларни қоғлашқа чақирилди; улар келип Йәшуани қоғлиғанда, улар аздурулуп шәһәрдин жирақ қилинди. \v 17 Айи билән Бәйт-Әлниң ичидә Исраилни қоғлашқа чиқмиған һеч бир әр киши қалмиди; улар шәһәрни очуқ қоюп, һәммиси Исраилни қоғлап чиқип кәтти. \m \v 18 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Қолуңдики нәйзини айиға қаритип узатқин; чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум, — девиди, Йәшуа қолидики нәйзини шәһәргә қаритип узатти. \v 19 У қолидики нәйзини узатқан һаман пистирмида ятқанлар җайидин тезла чиқип, жүгүргиничә шәһәргә етилип кирип, уни ишғал қилип шуан от йеқип көйдүрүвәтти. \m \v 20 Айиниң адәмлири бурулуп қаривиди, мана шәһәрдин асман-пәләк өрләватқан түтүнни көрди, я у яққа я бу яққа қачайли десә, һеч һали қалмиған еди; чөл тәрәпкә қачқан Исраиллар бурулуп өзлирини қоғлап келиватқанларға һуҗум қилди. \v 21 Йәшуа билән барлиқ Исраил пистирма қошунниң шәһәрни елип болғанлиғини, шундақла шәһәрдин түтүнниң өрләп чиққинини көрүп, йенип келип, Айиниң адәмлирини өлтүргили турди. \v 22 Шуниң билән бир вақитта шәһәрни алғанларму шәһәрдин чиқип уларға һуҗум қилди. Шуниң билән улар Исраилларниң оттурисида, бәзилири бу тәрәптин, бәзилири у тәрәптин қапсилип қалди. Исраиллар уларниң һеч бирини қоймай, һәммисини өлтүрүвәтти.\x + \xo 8:22 \xo*\xt Қан. 7:2\xt*\x* \m \v 23 Улар Айиниң падишасини тирик тутуп, Йәшуаниң алдиға елип барди. \v 24 Исраил далада учриған барлиқ айилиқларни, йәни өзлирини чөлгичә қоғлап кәлгәнләрни қирип йоқатқандин кейин (уларниң һәммиси қиличлинип йоқитилған еди), барлиқ Исраил Айиға йенип келип, у йәрдикиләрни қиличлап өлтүрди. \v 25 Шундақ болдики, шу күнидә өлтүрүлгән әр-аяллар, йәни айилиқларниң һәммиси он икки миң адәм еди. \v 26 Чүнки Йәшуа Айида туруватқан һәммә адәм йоқитилмиғичә қолидики узутуп турған нәйзисини жиғмиған еди. \v 27 Һалбуки, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға буйруған сөзи бойичә Исраиллар шәһәрдики чарпай билән олҗини өзлири үчүн алди. \x + \xo 8:27 \xo*\xt Чөл. 31:22, 26; Йә. 8:2\xt*\x* \v 28 Андин Йәшуа Айи шәһирини көйдүрүп, уни әбәткичә Харабилик догисиға айландурувәтти; таки бүгүнгичә у шундақ турмақта. \m \v 29 Айиниң падишасини болса, у бир дәрәққә астуруп, у йәрдә кәчкичә турғузди. Күн патқанда Йәшуа әмир қиливиди, кишиләр униң өлүгини дәрәқтин чүшүрүп, уни шәһәрниң қовуқиниң алдиға ташлап, үстигә чоң бир дога ташни догиливәтти; бу таш догиси бүгүнгичә турмақта.\x + \xo 8:29 \xo*\xt Қан. 21:22, 23\xt*\x* \b \m \s1 Исраилниң өзлирини Пәрвәрдигарниң әһдисигә қайтидин бағлиши \m \v 30 Андин Йәшуа Ебал теғида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қурбангаһ ясиди. \v 31 Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң Исраилға буйруғини бойичә, Мусаға назил қилинған қанун китавида пүтүлгәндәк, қурбангаһ һеч бир төмүр әсвап тәккүзүлмигән пүтүн ташлардин ясалған еди. Униң үстидә хәлиқ Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп турди. \x + \xo 8:31 \xo*\xt Мис. 20:25; Қан. 27:4\xt*\x* \v 32 Шу йәрдә Йәшуа униң ташлириниң үстигә пүткүл Исраилниң алдида Муса пүткән қанунни көчүрүп пүтүп қойди. \x + \xo 8:32 \xo*\xt Қан. 27:3\xt*\x* \v 33 Андин пүткүл Исраил хәлқи, уларниң ақсақаллири, әмәлдарлири билән һакимлири, мәйли мусапирлар болсун яки уларниң арисида туғулғанлар болсун, һәммиси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң икки тәрипидә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң дәсләптә буйруғини бойичә, Исраилларниң бәхит-бәрикитини тиләшкә хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди.\f □ \fr 8:33 \fr*\ft \+bd «Андин пүткүл Исраил хәлқи... һәммиси ... каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; ... хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди»\+bd* — бу ишни Худа илгири Исраилға бекиткән («Қан.» 11:29 вә 27-28-бапларни көрүң).\ft*\f* \m \v 34 Андин Йәшуа қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисигә мувапиқ қанундики һәммә сөзләрни, җүмлидин бәхит-бәрикәт сөзлири вә ләнәт сөзлирини оқуп бәрди. \v 35 Йәшуа буларни пүткүл Исраил җамаитигә, җүмлидин аяллар, балилар вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға оқуп бәрди; Мусаниң барлиқ буйруғанлиридин һеч бир сөзни қалдурмиди. \x + \xo 8:35 \xo*\xt Қан. 31:11\xt*\x* \b \b \m \c 9 \s1 Гибеонлуқларниң Исраилни алдап қоюши \m \v 1 Әнди шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики, йәни тағлиқ райондики, Шәфәлаһ ойманлиғидики, Улуқ Деңиз бойидики, Ливанниң удулиғичә созулған барлиқ жутлардики падишалар вә шуниңдәк Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар, Йәбусийларниң падишалири бу иштин хәвәр тапқанда, \f □ \fr 9:1 \fr*\ft \+bd «Улуқ деңиз»\+bd* — һазирқи «Оттура Деңиз»дур.\ft*\f* \v 2 һәммиси бир болуп Йәшуа билән Исраилға қарши җәң қилғили иттипақлашти. \m \v 3 Амма Гибеон аһалилири Йәшуаниң Йерихо билән Айиға немә қилғинини аңлиғанда, \v 4 улар һейлә-микир ишлитип, өзлирини \add узун\add* сәпәрдә болғандәк көрситип, ешәкләргә кона тағар-хурҗун билән кона, житиқ-ямақ шарап тулумлирини артип, \f □ \fr 9:4 \fr*\ft \+bd «өзлирини узун сәпәрдә болғандәк көрситип...»\+bd* — яки «өзлирини әлчиләр қилип көрсәткән,...» яки «бир мунчә озуқ-түлүк тәйярлиған,...».\ft*\f* \v 5 путлириға ямақ чүшкән кона кәшләрни кийип, кона җул-җул егинләрни үстигә ориған еди; улар сәпәргә алған нанларниң һәммиси пахтилишип қуруп кәткән еди. \f □ \fr 9:5 \fr*\ft \+bd «сәпәргә алған нанлар... қуруп кәткән еди»\+bd* — яки «сәпәргә алған нанлар... қуруп кәткән едиувилип кәткән еди».\ft*\f* \v 6 Улар Гилгал чедиргаһиға берип Йәшуаниң қешиға кирип униң билән Исраилларға: — Биз жирақ жуттин кәлдуқ; биз билән әһдә түзсәңлар, деди. \m \v 7 Лекин Исраиллар Һивийларға җавап берип: — Силәр бизниң аримизда туруватқан мошу йәрликләр болушуңлар мүмкин; ундақта биз силәр билән қандақму әһдә түзимиз? — деди. \m \v 8 Улар Йәшуаға: — Биз сениң қуллириңмиз, деди. Йәшуа улардин: — Силәр ким, қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди. \m \v 9 Улар униңға җавап берип: — Сениң қуллириң болса Пәрвәрдигар Худайиңниң намини аңлиғанлиғи үчүн наһайити жирақ жуттин кәлди. Чүнки биз Униң нам-шөһритини вә Униң Мисирда қилған һәммә ишлирини, \v 10 шундақла Униң Иорданниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси, йәни Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Аштаротта туруқлуқ Башанниң падишаси Огқа немә қилғинини аңлидуқ. \x + \xo 9:10 \xo*\xt Чөл. 21:24, 33; Қан. 1:4\xt*\x* \v 11 Шуңа ақсақаллиримиз билән жутта турғучи һәммә хәлиқ бизгә сөз қилип: — Қолуңларға сәпәргә лазимлиқ озуқ-түлүк елип, берип Исраиллар билән көрүшүп уларға: «Биз силәрниң қуллуғуңларда болимиз; шуңа биз билән әһдә түзүңлар», дәңлар, дәп бизни әвәтти. \v 12 Силәрниң қешиңларға қарап йолға чиққан күнидә биз сәпиримиз үчүн өйимиздин алған нан иссиқ еди, мана һазир у қуруп, пахтилишип кетипту. \v 13 Бу шарап тулумлири болса шарап қачилиғанда йеңи еди, мана әнди житилип кетипту. Биз кийгән бу кийимләр вә кәшләр сәпәрниң интайин узунлуғидин конирап кәтти, — деди. \m \v 14 Шуниң билән Исраиллар уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди, лекин Пәрвәрдигардин йол соримиди.\f □ \fr 9:14 \fr*\ft \+bd «уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди»\+bd* — бәлким уларниң сөзлири раст-ялғанлиғини билиш үчүн озуқ-түлүктин азрақ елип тетип баққан болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 15 Шундақ қилип, Йәшуа улар билән сүлһи түзүп, уларни тирик қоюшқа улар билән әһд бағлиди; җамаәт әмирлириму уларға қәсәм қилип бәрди. \m \v 16 Улар әһдә бағлишип үч күндин кейин, бу хәлиқниң өзлиригә хошна екәнлигини, өзлириниң арисида олтиришлиқ екәнлиги уларға мәлум болди. \v 17 Исраиллар сәпирини давамлаштуруп үчинчи күни уларниң шәһәрлиригә йетип кәлди; уларниң шәһәрлири Гибеон, Кәфираһ, Бәәрот билән Кириат-йеарим еди. \v 18 Җамаәтниң әмирлири илгири Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән уларға қәсәм қилған болғачқа, Исраиллар уларға һуҗум қилмиди. Буниң билән пүткүл җамаәт әмирләр үстидин ғотулдашқили турди. \v 19 Лекин әмирләрниң һәммиси пүткүл җамаәткә: — Биз уларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң \add нами\add* билән қәсәм қилип бәргәчкә, уларға қол тәккүзәлмәймиз. \v 20 Биз уларға қилған қәсәмимиз түпәйлидин, үстимизгә ғәзәп чүшмәслиги үчүн уларни тирик қалдурушмиз керәк; уларға шундақ қилмисақ болмайду, деди. \v 21 Андин әмирләр җамаәткә йәнә: — Уларни тирик қоюңлар; һалбуки, улар пүткүл җамаәт үчүн отун ярғучи вә су тошуғучилар болиду, деди. Бу иш әмирләр җамаәткә дегәндәк болди. \m \v 22 У вақитта Йәшуа уларни чақирип уларға: — Силәр аримиздики йәрликләр туруп, немишкә биз жирақтин кәлдуқ, дәп бизни алдидиңлар? \v 23 Буниң үчүн силәр әнди ләнәткә қелип, араңларда Худайимниң өйи үчүн отун яридиған вә су тошуйдиған қул болуштин бирәр адәмму мустәсна болмайду, — деди. \m \v 24 Шуниң билән улар Йәшуаға җавап берип: — Пәрвәрдигар Худайиңниң Өз қули болған Мусаға әмир қилип, барлиқ зиминни силәргә беришкә, шундақла зиминда туруватқанларниң һәммисини алдиңлардин йоқитишқа вәдә қилғанлиғи қуллириң болған пеқирларға ениқ мәлум қилинди; шуңа биз силәрниң түпәйлиңлардин җенимиздин җәзмән айрилип қалимиз дәп вәһимигә чүшүп, бу ишни қилип салдуқ. \x + \xo 9:24 \xo*\xt Қан. 7:1, 2\xt*\x* \v 25 Әнди биз қолуңға чүштуқ; нәзириңгә немә яхши вә дурус көрүнсә шуни қилғин, — деди. \b \m \v 26 Йәшуа әнә шундақ қилиш билән уларни Исраилниң қолидин қутқузди; Исраиллар уларни өлтүрмиди. \v 27 Лекин шу күни Йәшуа Пәрвәрдигар таллайдиған җайда җамаәт үчүн вә Пәрвәрдигарниң қурбангаһи үчүн уларни отун ярғучилар вә су тошуғучилар дәп бекитти. Улар бүгүнгә қәдәр шундақ қилип кәлмәктә. \b \b \m \c 10 \s1 Аморийларниң иттипақдаш қошунниң үстидин ғалип келиши — әҗайип бир мөҗизә \m \v 1 Шундақ болдики, Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Йәшуаниң Айи шәһирини ишғал қилип, уни мутләқ йоқатқанлиғини, Йерихо билән униң падишасиға қилғинидәк, Айи билән униң падишасиғиму шундақ қилғинини, Гибеонда олтарғучиларниң Исраил билән сүлһ түзүп, уларниң арисида туруватқанлиғини аңлап, \f □ \fr 10:1 \fr*\ft \+bd «Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк»\+bd* — оқурмәнләргә ениқки, шу чағда Йерусалим шәһири техи Исраилларға тәвә әмәс.\ft*\f* \x + \xo 10:1 \xo*\xt Йә. 6:15; 9:15\xt*\x* \v 2 у вә хәлқи қаттиқ қорқти; чүнки Гибеон болса Айидин чоң шәһәр болуп, пайтәхт шәһәрлиридәк еди; униң һәммә адәмлири толиму батур палванлар еди. \v 3 Шуниң билән Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Һебронниң падишаси Һоһам, Ярмутниң падишаси Пирам, Лақишниң падишаси Яфия вә Әглонниң падишаси Дәбиргә хәвәр әвәтип: — \v 4 Мениң йенимға келип Гибеонларға һуҗум қилишимиз үчүн маңа мәдәт бериңлар; чүнки улар болса Йәшуа вә Исраиллар билән сүлһ түзүвалди, — деди. \m \v 5 Шундақ қилип Аморийларниң бәш падишаси, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишаси — улар өзлири барлиқ қошунлири билән биллә чиқип, Гибеонниң удулида баргаһ тикип, униңға һуҗум қилди. \m \v 6 Буниң билән Гибеонлиқлар Гилгалдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға адәм әвәтип: — Сән өз қуллириңни ташливәтмәй, дәрһал қешимизға келип мәдәт берип, бизни қутқузғин; чүнки тағлиқ районда олтиришлиқ Аморийларниң барлиқ падишалири бирлишип бизгә һуҗум қилди, — деди.\f □ \fr 10:6 \fr*\ft \+bd «сән өз қуллириңни ташливәтмәй,...»\+bd* — ибраний тилида «қолуңни қуллириңдин елип кәтмигәй,...».\ft*\f* \m \v 7 Буни аңлап Йәшуа барлиқ җәңчиләрни, җүмлидин һәммә батур палванларни елип Гилгалдин йолға чиқти. \v 8 Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Улардин қорқмиғин; чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурдум, уларниң һеч бири алдиңда пут тирәп туралмайду, — деди. \m \v 9 Йәшуа Гилгалдин чиқип пүтүн кечә меңип уларниң үстигә туюқсиз чүшти. \v 10 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң алдида тирипирән қилди, Йәшуа уларни Гибеонда қаттиқ мәғлуп қилип қирип, Бәйт-Һоронға чиқидиған даван йолида қоғлап, Азикаһ билән Маккәдаһқичә сүрүп-тоқай қилди. \v 11 Улар Исраилдин қечип, Бәйт-Һоронниң даванидин чүшүватқанда, Пәрвәрдигар таки улар Азикаһқа йәткичә асмандин уларниң үстигә чоң-чоң мөлдүр-ташларни яғдурди. Улар өлди; мошу мөлдүрләр билән өлтүрүлгәнләр Исраиллар қиличлап өлтүргәнләрдин көп еди. \m \v 12 Андин Йәшуа Пәрвәрдигарға сөз қилди, — йәни Пәрвәрдигар Аморийларни Исраилниң алдиға тапшурған күнидә у Исраилниң көз алдида Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Әй қуяш, Гибеон үстидә тохтап тур! Әй ай, Айҗалон җилғиси үстидә тохтап тур!» \m \v 13 Шуни девиди, хәлиқ дүшмәнләрдин интиқам елип болғичилик қуяш маңмай тохтап турди, айму тохтап турди. Бу вақиә Яшарниң китавида пүтүлгән әмәсмиди? Қуяш тәхминән пүтүн бир күн асманниң оттурисида тохтап олтиришқа алдиримиди. \f □ \fr 10:13 \fr*\ft \+bd «Яшарниң китави»\+bd* — яки «Адаләтпәрвәр кишиниң китави». Бу китап Тәвратта тепилмайду; «2Сам.» 1:18диму тилға елиниду.\ft*\f* \v 14 Пәрвәрдигар бир инсанниң нидасиға қулақ салған шундақ бир күн илгири болуп бақмиған вә кейинму болуп бақмиди; чүнки Пәрвәрдигар Исраил үчүн җәң қилди. \m \v 15 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди. \v 16 Амма у бәш падиша болса қечип Маккәдаһтики ғарға йошурунивалди. \m \v 17 Шуниң билән бириси Йәшуаға мәлум қилип: — У бәш падиша тепилди; улар Маккәдаһтики ғарға йошурунивапту, деди. \v 18 Йәшуа: — Ундақ болса ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни жумилитип қоюңлар, андин униң алдида адәмләрни күзәткә қоюңлар. \v 19 Лекин силәр тохтап қалмай дүшмәнлириңларни қоғлап кәйнидә қалғанларни қириңлар; уларни өз шәһәрлиригә киргүзмәңлар, чунки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға тапшуруп бәрди, — деди. \m \v 20 Андин шундақ болдики, Йәшуа билән Исраиллар буларни қирип қаттиқ мәғлуп қилип йоқатти; лекин қечип қутулған бир қалдуқ мустәһкәм шәһәрлиригә киривалди. \v 21 Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди.\f □ \fr 10:21 \fr*\ft \+bd «....қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди»\+bd* — яки «...тәһдит селишқа җүръәт қилалмиди».\ft*\f* \m \v 22 Йәшуа: — Ғарниң ағзини ечип, у бәш падишани ғардин чиқирип мениң қешимға елип келиңлар, — деди. \m \v 23 Улар шундақ қилип бәш падишани, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишасини ғардин чиқирип униң қешиға елип кәлди. \v 24 У падишалар Йәшуаниң қешиға кәлтүрүлгәндә, Йәшуа Исраилниң һәммә адәмлирини чақирип, өзи билән җәңгә чиққан ләшкәр сәрдарлириға: — Келип путлириңларни бу падишаларниң гәдинигә қоюңлар, — деди. Шундақ девиди, улар келип путлирини уларниң гәдәнлиригә қойди. \v 25 Андин Йәшуа уларға: — Қорқмаңлар вә һеч һодуқмаңлар, қәйсәр вә ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәр һуҗум қилған барлиқ дүшмәнлириңларға шундақ ишни қилиду, — деди. \m \v 26 Андин Йәшуа падишаларни қиличлап өлтүрүп, җәсәтлирини бәш дәрәққә есип қойди; улар дәрәқләрниң үстидә кәчкичә есиқлиқ турди. \x + \xo 10:26 \xo*\xt Қан. 21:23; Йә. 8:29\xt*\x* \v 27 Күн патқанда Йәшуаниң буйруғи билән кишиләр өлүкләрни дәрәқләрдин чүшүрүп, улар илгири йошурунған ғарға ташлап, ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни қоюп қойди. Бу ташлар таки бүкүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта. \b \m \s1 Зиминниң җәнубий тәрипидә уруш қилиш \m \v 28 У күни Йәшуа Маккәдаһни ишғал қилип, униң падишаси билән шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап мутләқ йоқатти; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк Маккәдаһниң падишасиғиму шундақ қилди. \m \v 29 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Маккәдаһтин чиқип, Либнаһқа берип Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди. \v 30 Пәрвәрдигар униму падишаси билән қошуп Исраилниң қолиға тапшуруп бәрди; Йәшуа уни қилич билән уруп, шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк униң падишасиғиму шундақ қилди. \m \v 31 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Либнаһдин чиқип, Лақишқа берип, уни қамал қилип униңға һуҗум қилди. \v 32 Пәрвәрдигар Лақишни Исраилниң қолиға тапшурди; улар иккинчи күнила уни қилич билән елип, дәл Либнаһқа қилғинидәк, шәһиридики хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди. \m \v 33 У вақитта Гәзәрниң падишаси Һорам Лақиш шәһиригә мәдәт бериш үчүн чиқип кәлди; лекин Йәшуа уни барлиқ адәмлири билән қошуп уруп, улардин һеч кимни тирик қоймай өлтүрди. \m \v 34 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Лақиштин чиқип, Әглонға берип уни қамал қилип, у шәһәргә һуҗум қилди. \v 35 Улар шу күни шәһәрни елип, униңдики адәмләрни қиличлиди; шу күни Йәшуа шәһәрдики барлиқ кишиләрни тәлтөкүс йоқатти; у дәл Лақишқа қилғинидәк, уларғиму шундақ қилди. \v 36 Андин Йәшуа билән Исраилниң һәммиси Әглондин чиқип Һебронға берип, у шәһәргә һуҗум қилди. \v 37 Улар уни елип, дәл Әглонда қилғандәк униң падишасини қиличлап, униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини елип, уларниң ичидә олтиришлиқ һәммә адәмниң һеч бирини қоймай қиличлап йоқатти. Йәшуа шәһәрни вә ичидики барлиқ адәмләрни мутләқ йоқатти. \m \v 38 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Дәбиргә берип, у шәһәргә һуҗум қилди. \v 39 У шәһәрни елип вә униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини қилич билән уруп, падишасини тутуп, булардики барлиқ адәмләрниң һеч бирини қоймай тәлтөкүс йоқатти. Йәшуа Һебронға қилғинидәк, Либнаһқа вә униң падишасиға қилғинидәк, Дәбир билән униң падишасиғиму шундақ қилди. \m \v 40 Бу тәриқидә Йәшуа шу пүтүн жутни, йәни тағлиқ районни, җәнубий Нәгәв жутини, Шәфәлаһ ойманлиғини, давандики жутларни һуҗум қилип елип, һәммә жутни ишғал қилип барлиқ падишалири билән мәғлуп қилди. Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар буйруғинидәк, у һеч кимни қоймай, бәлки нәпәси барларниң һәммисини мутләқ йоқатти. \x + \xo 10:40 \xo*\xt Қан. 7:2; 20:16, 17; Йә. 8:2\xt*\x* \v 41 Йәшуа Қадәш-Барнеадин тартип Газағичә болған жутларни, шуниңдәк Гошәнниң пүткүл жутини таки Гибеонғичиму һуҗум билән алди. \v 42 Бу қетимқи урушта Йәшуа бу падишаларни мәғлуп қилип, уларниң зиминини егилиди. Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Исраил тәрәптә туруп җәң қилди. \m \v 43 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди. \b \b \m \c 11 \s1 Шималий иттипақдаш әлләр билән уруш қилиш \m \v 1 Амма Һазорниң падишаси Ябин буларни аңлап Мадонниң падишаси Йобаб билән Шимронниң падишаси вә Ақсафниң падишасиға адәм әвәтти, \v 2 шундақла шималдики тағлиқ райондики падишаларға, Киннәротниң җәнубидики түзләңлик, ойманлиқ вә ғәриптики Дор егизлигидики һәммә падишаларға әлчи әвәтти; \f □ \fr 11:2 \fr*\ft \+bd «Дор егизлиги»\+bd* — яки «Нафат-Дордики».\ft*\f* \v 3 У йәнә шәриқ билән ғәрип тәрәптики Ⱪананийлар, Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр билән тағлиқ райондики Йәбусийлар вә Һәрмон теғиниң етигидики Мизпаһ жутида туруватқан Һивийларни чақирди. \v 4 Улар, йәни падишалири вә барлиқ қошунлири чиқти; уларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп еди, уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди. \v 5 Бу һәммә падишалар бир болуп жиғилип, Исраил билән җәң қилиш үчүн Мәром сулириниң бойида чедирларни тикти.\fig Қанаан шималий тәрипидә жүргүзүлгән һәрбий жүрүшләр|src="northerncampaign-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Йә.» 11"\fig* \m \v 6 Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән улардин һеч қорқмиғин; чүнки Мән әтә мошу вақитларда уларниң һәммисини Исраилниң алдида һалакәткә тапшуримән. Сән уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүветисән, — деди. \m \v 7 Буни аңлап Йәшуа билән униң һәммә җәңчилири Мәром сулириниң йениға берип, уларниң үстигә туюқсиз чүшүп һуҗум қилди. \v 8 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға тапшурди; уларни уруп Чоң Зидон вә Мисрәфот-Майимғичә, шундақла шәриқ тәрәптики Мизпаһ вадисиғичә сүрүп берип, улардин һеч бирини қоймай қиличлап өлтүрди. \v 9 Йәшуа Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғинидәк қилип, уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүвәтти. \m \v 10 Шу чағда Йәшуа қайтип берип, Һазорни ишғал қилип, униң падишасини қиличлап өлтүрди. Һазор болса шу дәвирләрдә әшу барлиқ әлләрниң беши еди. \v 11 \add Исраиллар\add* шәһәр ичидә олтиришлиқ һәммисини қиличлап өлтүрүп, һеч нәпәс егисини қоймай һәммисини үзүл-кесил йоқатти; Һазорни Йәшуа отта көйдүрүвәтти, \v 12 Шу падишаларниң барлиқ пайтәхт шәһәрлирини елип, уларниң падишалирини мәғлуп қилди; Пәрвәрдигарниң қули болған Муса буйруғинидәк, у уларни қиличлап үзүл-кесил йоқатти. \x + \xo 11:12 \xo*\xt Қан. 20:16, 17; Йә. 10:40\xt*\x* \v 13 Лекин егизликкә селинған шәһәрләрни болса, Исраил көйдүрмиди; Йәшуа улардин пәқәт Һазорнила көйдүрүвәтти. \v 14 Исраиллар бу шәһәрләрдики ғәниймәтләрни вә чарпайларни өзлиригә олҗа қилип алди, лекин ичидики һәммә адәмләрни қиличлап йоқатти; улар бирму нәпәс егисини тирик қоймиди. \m \v 15 Пәрвәрдигар Өз қули болған Мусаға немә буйруған болса, Мусаму Йәшуаға шуни буйруған еди вә Йәшуаму шундақ қилди. У Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидин һеч немини қалдурмай һәммини шу бойичә ада қилди.\x + \xo 11:15 \xo*\xt Мис. 23:32, 33; 34:12; Чөл. 33:52; Қан. 7:2; 20:16\xt*\x* \m \v 16 Шу тәриқидә Йәшуа шу зиминниң һәммисини, йәни тағлиқ райондики зиминларни, барлиқ җәнубий Нәгәв зиминини, барлиқ Гошән зиминини, ойманлиқтики зиминларни, түзләңликтики зиминларни вә Исраилниң тағлиқ районлирини вә Шәфәлаһ ойманлиғини, \f □ \fr 11:16 \fr*\ft \+bd «Исраил тағлиқ районлири»\+bd* — шу районниң кейинки нами.\ft*\f* \v 17 Сеир давиниғичә созулған Һалак теғидин таки Һәрмон теғиниң етигидики Ливан җилғисиға җайлашқан Баал-Гадқичә болған зиминни егилиди; у уларниң һәммә падишалирини тутуп уларни өлүмгә мәһкүм қилди. \f □ \fr 11:17 \fr*\ft \+bd «Һалак теғи»\+bd* — яки «Силиқ Тағ».\ft*\f* \v 18 Шу тәриқидә Йәшуа бу һәммә падишалар билән узун вақит җәң қилди. \v 19 Гибеонда олтирақлашқан Һивийлардин башқа, һеч бир шәһәр Исраил билән сулһ түзмиди. Исраил уларниң һәммисини җәң арқилиқла алди. \v 20 Чүнки уларниң көңлиниң қаттиқ қилиниши, Исраил билән җәң қилиш нийитидә болуши Пәрвәрдигардин еди; буниң мәхсити, уларниң үзүл-кесил йоқитилиши; йәни, уларға һеч рәһим қилинмай, әксичә Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларниң йоқитилиши үчүн еди. \m \v 21 У вақитта Йәшуа келип Анакийларға һуҗум қилип уларни тағлиқ райондин, Һеброндин, Дәбирдин, Анабдин, Йәһуданиң һәммә тағлиқ райони билән Исраилниң һәммә тағлиқ районидин йоқатти; Йәшуа уларни шәһәрлири билән қошуп үзүл-кесил йоқатти. \f □ \fr 11:21 \fr*\ft \+bd «Анакийлар»\+bd* — гигантлардин болған бир қәбилә.\ft*\f* \v 22 Шуниң билән Исраилларниң зиминида Анакийлардин һеч бириму қалдурулмиди; пәқәт Газа, Гат вә Ашдодта бир нәччисила қалди. \m \v 23 Шу тәриқидә Йәшуа Пәрвәрдигар Мусаға вәдә қилғандәк пүткүл зиминни алди; Йәшуа уни Исраилға уларниң қошун-қәбилиси бойичә мирас қилип тәқсим қилди. Андин зимин җәңдин арам тапти. \b \b \m \c 12 \s1 Ишғал қилинған зимин вә шәһәрләр \m \v 1 Исраил Иордан дәриясиниң у тәрипидә, йәни күн чиқиш тәрипидә \add икки\add* падишани өлтүрди. Улар уларниң зиминини, йәни Арнон дәриясидин тартип Һәрмон тағлиғиға туташқан зимин билән шәриқ тәрәптики барлиқ Арабаһ түзләңлигини егилиди. Шу \add икки\add* падишалар болса: —\f □ \fr 12:1 \fr*\ft \+bd «Изаһат»\+bd* — мошу баблардики мәзмунларни убданрақ чүшиниш үчүн мунасивәтлик хәритиләрни көрүң.\ft*\f* \m \v 2 \add бирси\add* Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһон; у Ароәр (Ароәр Арнон дәриясиниң бойида) вә Арнон җилғисидики шәһәрдин тартип, Гилеадниң йеримини өз ичигә алған Яббок дәриясиғичә (бу Аммонийларниң чегариси еди) болған йәрләрдә сәлтәнәт қилатти; \v 3 у сәлтәнәт қилған зимин йәнә шәриқ тәрәптики Киннәрот деңизидин тартип Арабаһ деңизиғичә, йәни Шор деңизиғичә созулған Арабаһ түзләңлигини, шундақла шәриқ тәрәптики Бәйт-Йәшимотқа баридиған йолни вә җәнуп тәрипидә Писгаһ теғиниң даванлириниң четигичә созулған зиминни өз ичигә алатти.\f □ \fr 12:3 \fr*\ft \+bd «Киннәрот деңизи»\+bd* — яки «Галилийә деңизи». \+bd «Шорлуқ деңиз»\+bd* — һазир «Өлүк Деңиз» дәп атилиду.\ft*\f* \m \v 4 Униңдин башқа Исраил Башан падишаси Огниң зиминини алди; у Рәфайийлар \add дейилидиған гигантларниң\add* қалдуғидин бири еди (улар Аштарот вә Әдрәйдә туратти). \x + \xo 12:4 \xo*\xt Қан. 1:4\xt*\x* \v 5 У Һәрмон теғидики жутларға, Салкаһ вә пүткүл Башан зиминиға, йәни Гәшурийлар билән Маакатийларниң чегарисиғичә, шуниңдәк Гилеадниң йеримиға, таки Һәшбонниң падишаси Сиһонниң чегарисиғичә сәлтәнәт қилатти. \m \v 6 Пәрвәрдигарниң қули болған Муса билән Исраиллар буларға һуҗум қилип мәғлуп қилған еди вә Пәрвәрдигарниң қули Муса шу зиминни Рубәнләргә, Гадларға вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәргән еди.\x + \xo 12:6 \xo*\xt Чөл. 21:24; 32:33\xt*\x* \m \v 7 Төвәндикиләр Йәшуа билән Исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидә һуҗум қилип мәғлуп қилған падишалардур; уларниң зиминлири Ливан җилғисидики Баал-Гадтин тартип, Сеирниң даванлириниң йенидики Һалак теғиғичә болған зиминлардин ибарәт еди. Йәшуа бу зиминларни Исраилниң қошун-қәбилилири бойичә уларға мирас қилип бәрди, \x + \xo 12:7 \xo*\xt Йә. 10:40\xt*\x* \v 8 җүмлидин тағлиқ жутни, Шәфәлаһ ойманлиғини, Арабаһ түзләңлигини, егизликтики даванларни, чөллүкни вә җәнуптики Нәгәв зиминини, Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зиминлирини бөлүп бәрди: — \m \v 9 Уларниң падишалириниң бири Йерихониң падишаси, бири Бәйт-Әлниң йенидики Айиниң падишаси, \v 10 бири Йерусалимниң падишаси, бири Һебронниң падишаси, \v 11 бири Ярмутниң падишаси, бири Лақишниң падишаси, \v 12 бири Әглонниң падишаси, бири Гәзәрниң падишаси, \v 13 бири Дәбирниң падишаси, бири Гәдәрниң падишаси, \v 14 бири Хормаһниң падишаси, бири Арадниң падишаси, \v 15 бири Либнаһниң падишаси, бири Адулламниң падишаси, \v 16 бири Маккәдаһниң падишаси, бири Бәйт-Әлниң падишаси, \v 17 бири Таппуаһниң падишаси, бири Һәфәрниң падишаси, \v 18 бири Афәкниң падишаси, бири Лашаронниң падишаси, \v 19 бири Мадонниң падишаси, бири Һазорниң падишаси, \v 20 бири Шимрон-Мәронниң падишаси, бири Ақсафниң падишаси, \v 21 бири Таанақниң падишаси, бири Мәгиддониң падишаси, \v 22 бири Кәдәшниң падишаси, бири Кармәлниң йенидики Йокнеамниң падишаси, \v 23 бири Дор егизлигидики Дорниң падишаси, бири Гойимниң падишаси, \f □ \fr 12:23 \fr*\ft \+bd «Дор егизлигидики Дорниң падишаси»\+bd* — яки «Нафат-Дордики дорниң падишаси».\ft*\f* \v 24 бири Тирзаһниң падишаси болуп, җәмий оттуз бир падиша еди. \b \b \m \c 13 \s1 Пәрвәрдигарниң йәнә Йәшуаға сөз қилиши \m \v 1 Амма Йәшуа яшинип, йеши хелә бир йәргә берип қалған еди. Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән әнди қерип қалдиң, йешиңму чоңийип қалди, лекин йәнә егилиниши керәк болған нурғун зимин бар. \v 2 Бу зиминлар болса мунулар: — Филистийләрниң вә Гәшурийларниң барлиқ жутлири, \v 3-4 йәни Мисирниң шәриқ тәрипидики Шиһор дәриясидин тартип, шимал тәрипидики Әкрон шәһириниң чегаралириғичә созулған йәрләр (шу жут Ⱪананийларниң зимини һесаплинатти), җүмлидин Газа, Ашдод, Ашкелон, Гат вә Әкрондики бәш Филистий әмир башқуридиған жутлар билән Аввийларниң җәнуп тәрәптики жутлири; Зидонийларға тәвә болған Мәараһдин тартип Афәк билән Аморийларниң чегарасиғичә болған Ⱪананийларниң барлиқ зимини; \f □ \fr 13:3-4 \fr*\ft \+bd «Мәараһдин»\+bd* —яки «Араһдин».\ft*\f* \v 5 Гәбалийларниң зимини вә барлиқ Ливан зимини, йәни күн чиқиш тәрәптики Һәрмон теғиниң етигидики Баал-гадтин тартип, Хамат райониға кириш еғизиғичә болған зиминлар; \f □ \fr 13:5 \fr*\ft \+bd «Хамат райониға кириш еғизиғичә...»\+bd* — яки «Либо-Хаматқичә...».\ft*\f* \v 6 Ливандин тартип Мисрәпот-Майимғичә созулған тағлиқта барлиқ олтуруватқанларниң, йәни Зидонийларниң зимини қатарлиқлардин ибарәттур. Бу зиминдики хәлиқниң һәммисини Мән Исраил алдидин қоғливетимән. Шуңа сән чоқум Мениң саңа буйруғиним бойичә буни чәк ташлап Исраиллиқларға мирас қилип тәқсим қилип беришиң керәк. \v 7 Сән әнди бу зиминларни тоққуз қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бөлгин».\fig Қанаан зимининиң тәқсим қилиниши|src="allotmentland-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Йә.» 13-21"\fig* \b \m \s1 Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики мирас зиминлар \m \v 8 Рубәнләр билән Гадлар болса, \add Манассәһниң йерим қәбилиси\add* билән бирликтә Иордан дәриясиниң у қети, йәни шәриқ тәрипидә Мусаниң уларға бәргән мирасиға егә болди; буни Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән еди: — \f □ \fr 13:8 \fr*\ft \+bd «Рубәнләр билән Гадлар болса, Манассәһниң йерим қәбилиси билән бирликтә...»\+bd* — ибраний тилида «Рубәнләр билән Гадлар болса, униң билән бирликтә...».\ft*\f* \v 9 Уларниң зиминлири Арнон җилғисиниң бойидики Ароәрдин тартип, җүмлидин җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Дибонғичә созулған Мәдәба түзләңлиги, \v 10 Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси Сиһонниң Аммонийларниң чегарисиғичә болған һәммә шәһәрлири; \v 11 Гилеад билән Гәшурийлар вә Маакатийларниң чәт жутлири, Һәрмон теғиниң һәммиси вә Салкаһғичә созулған барлиқ Башан зимини; \v 12 \add гигантлар болған\add* Рәфайийларниң қалдуқ нәслидин болған Аштарот билән Әдрәйдә сәлтәнәт қилған Огниң Башандики пүткүл падишалиқ зиминидин ибарәт еди; мошу зиминдикиләрни Муса мәғлуп қилип, зиминлириға егә болди. \f □ \fr 13:12 \fr*\ft \+bd «Рәфайийлар»\+bd* — гигантлар еди. Улар тоғрилиқ «Қан.» 2:10-11, 20, 3:11ни көрүң.\ft*\f* \v 13 Лекин Исраиллар Гәшурийлар билән Маакатийларни өз жутлиридин қоғливәтмиди; шуңа Гәшурийлар билән Маакатийлар бүгүнгичә Исраил арисида турмақта. \b \m \v 14 Лекин \add Муса\add* Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқлар уларниң мирасидур.\f □ \fr 13:14 \fr*\ft \+bd «... Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән»\+bd* — ибраний тилида «... у Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән».\ft*\f* \m \v 15 Муса Рубәнләр қәбилисигә, җәмәт-аилилири бойичә жутларни мирас қилип бәрди. \v 16 Уларниң зимини болса Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип, җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Мәдәбаниң йенидики пүткүл түзләңлик, \v 17 Һәшбон вә униңға қарашлиқ түзләңликтики һәммә шәһәрләр, Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баал-Меон, \v 18 Яһаз, Кәдәмот, Мәфаат, \f □ \fr 13:18 \fr*\ft \+bd «Яһаз»\+bd* — яки «Яһазаһ».\ft*\f* \v 19 Кириатайим, Сибмаһ, вә «Җилға теғи»дики Зәрәт-Шаһар, \v 20 Бәйт-Пеор, Писгаһ теғидики даванлар, Бәйт-Йәшимот, \v 21 түзләңликтики барлиқ шәһәрләр вә Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси болған Сиһонниң пүткүл сәлтәнитиниң зиминини өз ичигә алди. Бу падиша вә униң билән шу жутта олтиришлиқ, \add Сиһонға\add* беқинған сәрдарлар Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба қатарлиқ Мидиян әмирлири болса Муса тәрипидин өлтүрүлгән еди. \v 22 Шу вақитта Исраиллар өлтүргәнләр ичидә Беорниң оғли палчи Балаамму бар еди; униму улар қиличлап өлтүргән еди.\x + \xo 13:22 \xo*\xt Чөл. 31:8\xt*\x* \m \v 23 Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди. Рубәнләрниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.\f □ \fr 13:23 \fr*\ft \+bd «Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди»\+bd* — ибраний тилида «Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи вә униң чегариси еди».\ft*\f* \x + \xo 13:23 \xo*\xt Чөл. 34:14, 15\xt*\x* \b \m \v 24 Муса йәнә Гад қәбилисигә, йәни Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға мирас бөлуп бәргән еди. \v 25 Уларниң зиминлири болса Яазәр билән Гилеадниң барлиқ шәһәрлири, Аммонийларниң зимининиң йерими таки Раббаһ алдидики Ароәргичә, \v 26 Һәшбондин тартип Рамат-Мизпәһ вә Бәтонимғичә, Маһанайимдин тартип Дәбирниң чегарисиғичә, \v 27 җилғиға җайлашқан Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот вә Зафонлар, Һәшбонниң падишаси Сиһонниң сәлтәнитиниң Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики қалған қисми, дәрияни яқилап Киннәрәт Деңизиниң у бешиғичә еди. \m \v 28 Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди. \m \v 29 Муса Манассәһниң йерим қәбилисигиму мирас бәргән еди; Манассәһниң йерим қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә бу мирас бөлуп берилгән еди: — \v 30 зиминлири Маһанайимдин тартип, пүткүл Башан зимини, Башанниң падишаси Огниң пүткүл сәлтәнитиниң зимини вә Яирниң барлиқ йеза-кәнтлири (бу йеза-кәнтләр Башанниң өзигә җайлашқан болуп, җәмий атмиш еди), \x + \xo 13:30 \xo*\xt Чөл. 32:14; Қан. 3:4, 14\xt*\x* \v 31 Гилеадниң йерими билән Башан падишаси Огниң сәлтәнитидики Аштарот вә Әдрәй шәһәрлири Манассәһниң оғли Макирниң әвладиға тәвә қилинған болуп, Макирларниң йерим қисмиға җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип бөлуп берилгән еди. \m \v 32 Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида бөлүп бәргән мираслар мана бу зиминлар еди.\f □ \fr 13:32 \fr*\ft \+bd «Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида...»\+bd* — «Чөл.» 22-бапни көрүң.\ft*\f* \m \v 33 Лекин Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни тәқдим қилмиди; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, У Өзи уларниң мирасидур.\x + \xo 13:33 \xo*\xt Чөл. 18:20; Қан. 10:9; 18:2\xt*\x* \b \b \m \c 14 \s1 Йәһудаға тәқдим қилинған зиминлар \m \v 1 Исраилларниң Қанаан зиминидин алған мираслири төвәндикидәк; Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилиридики җәмәт-аилә башлиқлири мошу мирасларни уларға бөлүп бәргән. \x + \xo 14:1 \xo*\xt Чөл. 34:17\xt*\x* \v 2 Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тоққуз йерим қәбилә тоғрисида буйруғинидәк, уларниң һәр бириниң үлүши чәк ташлаш билән бөлүп берилди. \x + \xo 14:2 \xo*\xt Чөл. 26:55\xt*\x* \v 3 Чүнки қалған икки қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисиниң мирасини болса Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқсим қилған еди; лекин у Лавийларға уларниң арисида һеч мирас бәрмигән еди \v 4 (Йүсүпниң әвлатлири Манассәһ вә Әфраим дегән икки қәбилигә бөлүнгән еди. Лавийларға болса, турушқа болидиған шәһәрләр бекитилип, шундақла шу шәһәрләргә тәвә яйлақлардин чарпайлирини бақидиған вә мал-мүлүклирини орунлаштуридиған йәрләрдин башқа уларға һеч үлүшләрни бәрмигән еди). \m \v 5 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилип зиминни бөлүшүвалди. \b \m \s1 Каләбкә тәқдим қилинған зимин \m \v 6 Йәһудалар Гилгалға, Йәшуаниң қешиға кәлди, Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләб Йәшуаға мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Өз адими болған Мусаға мән билән сениң тоғраңда Қадәш-Барнеада немә дегәнлигини билисәнғу; \x + \xo 14:6 \xo*\xt Чөл. 14:24; Қан. 1:36\xt*\x* \v 7 Пәрвәрдигарниң адими Муса мени Қадәш-Барнеадин зиминни чарлап келишкә әвәткәндә, мән қириқ яшта едим; чин \add етиқатлиқ\add* көңлүм билән униңға хәвәр йәткүзгән едим. \f □ \fr 14:7 \fr*\ft \+bd «чин етиқатлиқ көңлүм билән»\+bd* — ибраний тилида «пүтүн көңлүм билән» дәп ипадилиниду. Чарлиғучилардин пәқәт Каләб билән Йәшуала зимин тоғрилиқ адәмниң иман-етиқатини риғбәтләндүридиған хәвәрләрни йәткүзгән еди («Чөл.» 13-14-бап).\ft*\f* \v 8 Амма мән билән чиққан қериндашлирим хәлиқниң көңлини су қиливәткән еди. Лекин мән болсам пүтүн қәлбим билән Пәрвәрдигар Худайимға әгәштим. \x + \xo 14:8 \xo*\xt Чөл. 14:24\xt*\x* \v 9 У күни Муса қәсәм қилип: — «Сән пүтүн қәлбиң билән Пәрвәрдигар Худайиңға әгәшкиниң үчүн, сениң путуң дәссигән зимин җәзмән әбәткичә сениң билән нәслиңниң мираси болиду» — дегән еди. \v 10 — Мана Исраил чөлдә сәргәрдан болуп жүргәндә, Пәрвәрдигар Мусаға шу сөзләрни дегән күнидин кейинки қириқ бәш жил ичидә Өзи ейтқинидәк мени тирик сақлиди. Мана мән бүгүн сәксән бәш яшқа кирдим. \v 11 Мән мошу күндиму Муса мени чарлашқа әвәткән күндикидәк күчлүкмән, мәйли җәң қилиш болсун яки бир йәргә берип-келиш болсун, мениң йәнила балдурқидәк күч-дәрманим бардур. \f □ \fr 14:11 \fr*\ft \+bd «...бир йәргә берип-келиш болсун...»\+bd* — ибраний тилида «чиқиш-кириш болсун...» билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 14:11 \xo*\xt Чөл. 27:17; Қан. 31:2\xt*\x* \v 12 Әнди Пәрвәрдигар шу күнидә вәдә қилған бу тағлиқ жутни маңа мирас қилип бәргин; чүнки у күни сәнму у йәрдә Анакийлар туридиғанлиғини, шундақла чоң һәм мустәһкәм шәһәрләр барлиғини аңлидиңғу. Лекин Пәрвәрдигар мән билән биллә болсила, Пәрвәрдигар ейтқинидәк мән уларни қоғливетимән».\f □ \fr 14:12 \fr*\ft \+bd «Анакийлар»\+bd* — гигантлардин болған бир қәбилә.\ft*\f* \m \v 13 Буни аңлап Йәшуа Йәфуннәһниң оғли Каләбкә бәхит-бәрикәт тиләп, Һебронни униңға мирас қилип бәрди. \v 14 Шуңа Һеброн таки бүгүнгичә Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләбниң мираси болуп турмақта; чүнки у пүтүн қәлби билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әгәшкән \v 15 (илгири Һеброн болса Кириат-Арба дәп атилатти. Арба дегән адәм Анакийлар арисида әң даңқи чиққан адәм еди). Шундақ қилип зимин җәңдин арам тапти.\f □ \fr 14:15 \fr*\ft \+bd «Кириат-Арба»\+bd* — «Арбаниң йеза-кәнтлири» дегән мәнидә.\ft*\f* \b \b \m \c 15 \s1 Йәһудаларға тәқдим қилинған зиминниң чегараси вә шәһәрлири \m \v 1 Йәһудалар қәбилисиниң мираси болса җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип еришкән зимин болуп, җәнубий тәрәпниң учи Едомниң чегарисиға вә Зин чөлигә туташти; \v 2 җәнубий чегариси «Шор деңизи»ниң айиғидин, йәни җәнубий тәрәпкә чоқчийип чиққан қолтуқтин башлинип, \f □ \fr 15:2 \fr*\ft \+bd «Шор деңизи»\+bd* — йәнә «Өлүк Деңиз» дәпму атилиду.\ft*\f* \x + \xo 15:2 \xo*\xt Чөл. 34:4\xt*\x* \v 3 «Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин өтүп, Зинға туташти; андин Қадәш-Барнеаниң җәнубини яқилап Һәзронға өтүп, Аддарға берип, Каркааһқа бурулуп, \f □ \fr 15:3 \fr*\ft \+bd «Сериқ Ешәк давини»\+bd* — ибраний тилида «Акраббим давини», бәзидә шундақ атилиду.\ft*\f* \v 4 Азмонға өтүп Мисир еқини билән чиқип, учи деңизға тақишатти. Бу уларниң җәнубий чегариси еди.\f □ \fr 15:4 \fr*\ft \+bd «учи деңизға тақишатти»\+bd* — бу деңиз «Оттура Деңиз»дур. \+bd «уларниң җәнубий чегариси»\+bd* — ибраний тилида «силәрниң җәнубий чегараңлар».\ft*\f* \m \v 5 Шәрқий чегариси болса Шор деңизидин Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизиғичә еди; шималий чегариси болса деңизниң Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизидин башлинип, \v 6 андин Бәйт-Һоглаһға берип, Бәйт-Арабаһниң шималидин өтүп, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиниң қешиғичә еди; \v 7 андин чегара Ақор җилғисидин Дәбиргә қарап өтүп, у йәрдин шимал тәрипигә бурулуп, җилғиниң җәнуп тәрипидики Адуммимға чиқидиған даванниң удулидики Гилгалға йетип берип, андин Ән-Шәмәш сулиридин өтүп, Ән-Рогәл булиқиға тутишатти; \v 8 у йәрдин «Бән-Һинномниң җилғиси»ға чиқип, Йәбусийлар егизлигидин, йәни Йерусалимниң җәнуп тәрипидики давандин өтүп, андин Һинном җилғисиниң алдиға, йәни ғәрип тәрәпкә, Рәфайийларниң җилғисиниң шималий бешидики тағниң чоққисиға чиқти; \f □ \fr 15:8 \fr*\ft \+bd «Бән-Һинном»\+bd* — «Һинномниң оғли» дегән мәнидә.\ft*\f* \v 9 чегара бу тағниң чоққисидин Нәфтоаһ сүйиниң булиқиға берип, андин Әфрон теғидики шәһәрлириниң йени билән чиқип, у йәрдин Баалаһ (йәни Кириат-Йеарим)ға йетип берип, \v 10 андин Баалаһтин өтүп, ғәрип тәрипигә қайрилип Сеир теғиға берип, Йеарим теғи (йәни Кесалон)ниң шималий бағридин өтүп, Бәйт-Шәмәшкә чүшүп, Тимнаһтин өтти; \v 11 андин шималға қарап Әкронниң давини билән чиқип Шикронға өтүп, Баалаһ теғиниң йениға тутишип, Ябнәәлгә йетип, андин учи деңизға тақашқан еди. \v 12 Ғәрип тәрипидики чегариси болса деңиз бойлири еди. Йәһудаларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға тохтитилған төрт тәрипидики чегара мана шу еди.\x + \xo 15:12 \xo*\xt Чөл. 34:6\xt*\x* \m \v 13 Йәфуннәһниң оғли Каләбгә болса, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға бәргән әмри бойичә, униңға Йәһудаларниң арисида бир үлүш, йәни Анакниң атиси Арбаниң шәһири болған Һеброн ата қилинди. \x + \xo 15:13 \xo*\xt Йә. 14:15; Һак. 1:20\xt*\x* \v 14 Каләб шу йәрдин Шешай, Аһиман вә Талмай дегән үч Анакийни қоғливәтти; улар үчи Анакниң әвлади еди. \x + \xo 15:14 \xo*\xt Һак. 1:10\xt*\x* \v 15 Андин шу йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбирниң нами Кириат-Сәфәр еди). \v 16 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди. \m \v 17 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди. \v 18 Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.\f □ \fr 15:18 \fr*\ft \+bd «Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин ... сориди»\+bd* — бу иш сәл сирлиқ туюлиду. Немишкә Отнийәлниң өзи бу тәләпни қоймайду? 18-айәткә қариғанда, пурсәт кәлкәндә, Аксаһ өзи дадисиға 19-айәттики тәләпни қойиду.\ft*\f* \m \v 19 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин \add қағҗирақ\add* йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.\f □ \fr 15:19 \fr*\ft \+bd «сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән...»\+bd* — ибраний тилида пәқәт «сән маңа Нәгәвдин йәрни бәргән екәнсән...» дейилиду. Әмәлийәттә Дәбир дегән шәһәр Нәгәвдә әмәс (Нәгәв Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чөллүк еди), бәлки тағлиқ районда еди. Лекин әтрапида су аз болғачқа, Аксаһ шу йәрни «Нәгәвдәк (демәк, қағҗирақ) бир йәр» дәп пуритиду.\ft*\f* \b \m \v 20 Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: — \m \v 21 Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур, \v 22 Кинаһ, Димонаһ, Ададаһ, \v 23 Кәдәш, Һазор, Йитнан, \v 24 Зиф, Тәләм, Беалот, \v 25 Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор), \v 26 Амам, Сема, Моладаһ, \v 27 Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт, \v 28 Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба, Бизиотия, \v 29 Баалаһ, Иҗим, Езәм, \v 30 Әлтолад, Кесил, Хормаһ, \v 31 Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ, \v 32 Либаот, Шилһим, Айин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.\f □ \fr 15:32 \fr*\ft \+bd «... җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди»\+bd* — тизимланған шәһәрләр 29 әмәс, бәлки 36 шәһәр; тизимланған шәһәрләрниң намлири бәлким «қарашлиқ кәнт-қишлақлар»дин бир нәччисини өз ичигә алса керәк (мәсилән, 23- вә 25-айәттики «Һазор»).\ft*\f* \m \v 33 Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ, \v 34 Заноаһ, Ән-Ганним, Таппуаһ, Әнам, \m \v 35 Ярмут, Адуллам, Сокоһ, Азикаһ, \v 36 Шаарайим, Адитаим, Гәдәраһ вә Гәдәротаим болуп, җәмий он төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. \v 37 Булардин башқа йәнә Зинан, Һадашаһ, Мигдал-Гад, \v 38 Дилеан, Мизпаһ, Йоқтәәл, \f □ \fr 15:38 \fr*\ft \+bd «Мизпаһ»\+bd* — яки «Мизпәһ».\ft*\f* \v 39 Лақиш, Бозкат, Әглон, \v 40 Каббон, Лаһмас, Қитлиш, \f □ \fr 15:40 \fr*\ft \+bd «Лаһмас»\+bd* — яки «Лаһмам».\ft*\f* \v 41 Гәдәрот, Бәйт-Дагон, Наамаһ вә Маккәдаһ болуп, җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. \m \v 42 Буниңдин башқа йәнә Либнаһ, Етәр, Ашан, \v 43 Йәфтаһ, Ашнаһ, Нәзиб, \v 44 Кеилаһ, Ақзиб вә Марәшаһ болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә йәнә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди; \v 45 йәнә Әкрон билән униңға қарашлиқ йеза-кәнтләр, \v 46 шундақла Әкронниң ғәрип тәрипидин тартип Ашдодниң йенидики һәммә шәһәрләр билән уларниң кәнт-қишлақлири қошулуп, \v 47 Ашдод вә униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар, Газа шәһири вә шундақла Мисир еқиниғичә вә Улуқ Деңизниң қирғиқиғичә, униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар бар еди. \m \v 48 Тағлиқ райондики шәһәрләр: — Шамир, Яттир, Сокоһ, \v 49 Даннаһ, Кириат-Саннаһ (йәни Дәбир), \f □ \fr 15:49 \fr*\ft \+bd «Кириат-Саннаһ»\+bd* — яки «Кириат-Сәфәр».\ft*\f* \v 50 Анаб, Әштәмоһ, Аним, \f □ \fr 15:50 \fr*\ft \+bd «Әштәмоһ»\+bd* — яки «Әштәмоа».\ft*\f* \v 51 Гошән, Һолон вә Гилоһ болуп, җәмий он бир шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. \m \v 52 Буниңдин башқа йәнә Араб, Думаһ, Ешан, \v 53 Яним, Бәйт-Таппуаһ, Афикаһ, \v 54 Һумтаһ, Кириат-Арба (йәни Һеброн) вә Зиор болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди. \m \v 55 Буниңдин башқа йәнә Маон, Кармәл, Зиф, Юттаһ, \v 56 Йизрәәл, Йокдеам, Заноаһ, \v 57 Кайин, Гибеаһ вә Тимнаһ болуп, җәмий он шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди. \m \v 58 Буниңдин башқа йәнә Һалһул, Бәйт-Зур, Гәдор, \v 59 Маарат, Бәйт-Анот вә Әлтәкон болуп, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди. \m \v 60 Буниңдин башқа йәнә Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим) вә Раббаһ дегән икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди. \m \v 61 Чөлдики шәһәрләр болса: — Бәйт-Арабаһ, Миддин, Сәкакаһ, \v 62 Нибшан, «Шор Шәһири» вә Ән-Гәди, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.\f □ \fr 15:62 \fr*\ft \+bd «Шор Шәһири»\+bd* — яки «Ир-Һаммәлаһ».\ft*\f* \m \v 63 Лекин Йерусалимда олтирақлиқ Йәбусийларни болса Йәһудалар қоғливетәлмигән; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Йәһудалар билән Йерусалимда биллә турмақта. \b \b \m \c 16 \s1 Йүсүф қәбилисиниң мираси — йәни Әфраим вә Манассәһ қәбилилириниң мираси \m \v 1 Йүсүпниң әвлатлириға чәк ташлинип чиққан мирас зимин болса Йерихоға туташ болған Иордан дәриясидин тартип, Йерихониң шәриқ тәрипидики көлләргичә болған жутлар вә Йериходин чиқип, чөлдин өтүп Бәйт-Әлниң тағлиқ райониға созулған жутлар еди. \f □ \fr 16:1 \fr*\ft \+bd «шәриқ тәрипидики көлләргичә»\+bd* — яки «шәриқ тәрипидики булақларғичә».\ft*\f* \v 2 Чегариси Бәйт-Әлдин тартип Лузға, андин Аркийларниң чегарисидики Атаротқа йетип, \v 3 андин ғәрип тәрипигә берип, Яфләтийләрниң чегарисиға тутишуп, Астин Бәйт-Һоронниң четигә чүшүп, Гәзәргә берип деңизда ахирлишатти. \v 4 Йүсүпниң әвлатлири, йәни Манассәһ билән Әфраимлар еришкән мирас үлүши мана шу еди. \m \v 5 Әфраимларниң җәмәт-аилири бойичә алған зимининиң чегариси төвәндикидәк: — мирас зиминниң шәриқ тәрәптики чегариси Атарот-Аддардин тартип үстүн Бәйт-Һоронғичә йетип, \v 6 андин деңизға берип шималға қарап Микмитатқа чиқти; андин йәнә шәриқ тәрипидики Таанат-Шилоһқа қайрилип, униңдин өтүп шәриқ тәрәпкә қарап Яноаһқа, \v 7 Яноаһдин чүшүп Атарот билән Нааратқа йетип, Йерихоға тутишип Иордан дәриясиға чиқти. \m \v 8 Чегара Таппуаһдин ғәрип тәрәпкә чиқип Канаһ еқиниғичә берип, деңизға йетип аяқлашти. Әфраимниң қәбилисигә, йәни уларниң җәмәт-аилилиригә тәккән мирас үлүши шу еди. \v 9 Буниңдин башқа Әфраимлар үчүн Манассәһниң мирасиниң оттурисида бир нәччә шәһәрләр айрилған еди; бу айрилған шәһәрләрниң һәммиси қарашлиқ кәнт-қишлақлири билән қошулған еди. \v 10 Амма \add Әфраимлар\add* Гәзәрдә олтиришлиқ Ⱪананийларни қоғливәтмигән еди; шуңа Ⱪананийлар та бүгүнгичә Әфраимниң арисида туруп, мәхсус һашарчи мәдикарлар болуп турмақта. \b \b \m \c 17 \s1 Манассәһниң мираси \m \v 1 Манассәһ Йүсүпниң тунҗа оғли болғачқа, униң қәбилисигиму чәк ташлинип мирас берилгән. Манассәһниң тунҗа оғли Макирниң \add әвлатлири\add* (Макир Гилеадниң атиси еди) батур палван болғачқа, уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди. \f □ \fr 17:1 \fr*\ft \+bd «...уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди»\+bd* — ибраний тилида «...униңға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди». Муқәддәс Китапда пүтүн бир җәмәт бәзидә пәқәт атисиниң исми билән атилип бир адәмдәк көрситилиду.\ft*\f* \x + \xo 17:1 \xo*\xt Яр. 46:20\xt*\x* \v 2 Манассәһниң қалған әвлатлириму, җүмлидин Абиезәрләр, Һәләкләр, Асриәлләр, Шәкәмләр, Һәфәрләр билән Шемидалар өз җәмәт-аилилири бойичә мирас үлүшини алди. Булар болса Йүсүпниң оғли Манассәһниң әр җәмәт аилилири еди. \m \v 3 Әнди Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң оғул пәрзәнтлири йоқ болуп, пәқәт қизлирила бар еди. Униң қизлириниң исимлири Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди. \x + \xo 17:3 \xo*\xt Чөл. 26:33; 27:1\xt*\x* \v 4 Улар каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуа вә әмирләрниң қешиға берип уларға: — Пәрвәрдигар Мусаға биз тоғрилиқ қериндашлиримиз қатарида мирас беришкә әмир қилған еди, деди. Шуни девиди, \add Йәшуа\add* Пәрвәрдигарниң әмри бойичә уларниң атисиниң қериндашлири қатарида уларға мирас бәрди. \x + \xo 17:4 \xo*\xt Чөл. 27:7; 36:2\xt*\x* \v 5 Буниң билән Иордан дәриясиниң у тәрипидики Гилеад билән Башан зиминлиридин башқа, Манассәһкә йәнә он үлүш йәр берилди. \v 6 Чүнки Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида мирасқа егә болған еди; Гилеад зимини Манассәһниң қалған әвлатлириға тәккән еди.\f □ \fr 17:6 \fr*\ft \+bd «Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида...»\+bd* — мошу айәттики «Манассәһниң қизлири» вә «оғуллири» дегән сөз униң қиз әвлатлири вә оғул әвлатлирини көрситиду.\ft*\f* \m \v 7 Манассәһниң зимининиң чегариси болса Аширдин тартип Шәкәмниң уттуридики Микмитатқа берип, андин җәнуп тәрипигә қайрилип, Ән-Таппуаһда турғучиларниң җайиғичә тутишатти. \f □ \fr 17:7 \fr*\ft \+bd «җәнуп тәрипи»\+bd* — мошу йәрдә ибраний тилида «оң тәрипи» дегән сөзләр билән ипадиләнгән.\ft*\f* \v 8 Чүнки Таппуаһниң зимини болса Манассәһгә тәккән еди; лекин Манассәһниң чегарисидики Таппуаһ шәһири Әфраимға тәвә еди. \v 9 Чегариси у йәрдин Канаһ еқиниға чүшүп, җилғиниң җәнуп тәрипи билән чиқти. У йәрдики шәһәрләр болса Манассәһниң шәһәрлириниң арисида болсиму, Әфраимға тәгди. Манассәһниң чегариси җилғиниң шимал тәрипи билән берип деңизға йетип ахирлишатти. \v 10 Җилғиниң җәнуп тәрипидики зимин Әфраимға, шимал тәрипидики зимин Манассәһкә тәвә еди; ғәрип тәрипиниң чегариси деңиз еди. Уларниң зимини шимал тәрипидә Аширниң үлүшигичә йетип, шәриқ тәрипи Иссакарниң үлүшигә туташқан еди. \m \v 11 Манассәһкиму Иссакар билән Аширниң үлүшлири ичидин Бәйт-Шеан вә униңға қарашлиқ кәнтләр, Иблеам билән униңға қарашлиқ кәнтләр, Дор аһалиси билән Дорға қарашлиқ кәнтләр, Ән-Дор аһалиси билән Ән-Дорға қарашлиқ кәнтләр, Таанақ аһалиси билән Таанаққа қарашлиқ кәнтләр вә Мегиддо аһалиси билән Мегиддоға қарашлиқ кәнтләр, йәни «Үч Егизлик» дегән жут тәгди. \f □ \fr 17:11 \fr*\ft \+bd «Бәйт-Шеан»\+bd* — бәзигә «Бәйт-Шан» дейилиду. \+bd ««Үч Егизлик» дегән жут»\+bd* — башқа бир нәччә тәрҗимилирини учриши мүмкин.\ft*\f* \v 12 Лекин Манассәһ бу шәһәрдикиләрни қоғливитәлмиди; Ⱪананийлар шу жутларда туруверишкә нийәт бағлиған еди. \x + \xo 17:12 \xo*\xt Һак. 1:27\xt*\x* \v 13 Исраиллар барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин мутләқ қоғливетәлмиди. \b \m \v 14 Йүсүпләр болса Йәшуаға: — Бизләр Пәрвәрдигар һазирғичә шундақ бәрикәтләп кәлгән, чоң бир хәлиқ турсақ, сән немишкә чәк ташлаш билән бизгә пәқәт бир үлүш мирас, бир парчә йәрла бәрдиң? — деди. \m \v 15 Йәшуа уларға җавап берип: — Әгәр силәр чоң бир хәлиқ болсаңлар, Әфраимниң тағлиқ жути силәргә тар кәлгән болса, орманға берип у йәрдики Пәриззийләр билән \add гигант\add* Рәфайийлар жутида дәрәқләрни кесип, өзүңлар үчүн бир җайни чиқиривелиңлар, деди. \b \m \v 16 Лекин Йүсүпләр: — Тағлиқ жут бизгә йәтмәйду; шуниң билән бир вақитта җилғида туруватқанлар, мәйли Бәйт-Шеанда вә униңға қарашлиқ кәнтләрдә болсун яки Йизрәәл җилғисида туруватқан Ⱪананийлар болсун, һәммисиниң төмүрдин җәң һарвулири бар екән, деди. \m \v 17 Шундақ девиди, Йәшуа Йүсүп җәмәти болған Әфраим билән Манассәһгә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә чоң бир хәлиқсиләр вә зор күчүңлар бардур; шуңа силәргә пәқәт бир үлүшла мирас берилсә болмайду; \v 18 әшу пүткүл тағлиқ жутму силәргә берилиду; гәрчә у орманлиқ болсиму, силәр уни кесип бошитисиләр вә униң әтраплириғиму егә болисиләр; Ⱪананийларниң төмүр җәң һарвулири бар, шундақла күчлүк болсиму, силәр уларни һайдап чиқиривитәләйсиләр, — деди.\f □ \fr 17:18 \fr*\ft \+bd «униң әтраплириғиму егә болисиләр»\+bd* — демәк, пәқәт тағлиқ районға әмәс, бәлки әтрапидики вә оттурисидики җилғиларда турған Ⱪананийларни һайдиветип, шу йәрләргиму егә болисиләр.\ft*\f* \b \b \m \c 18 \s1 Шилоһда жиғилиш — қалған йәттә қәбилиниң мираси \m \v 1 Пүткүл Исраиллар җамаити Шилоһқа жиғилип, у йәрдә ибадәт чедири тикти. Гәрчә зимин уларниң алдида бойсундурулған болсиму, \f □ \fr 18:1 \fr*\ft \+bd «Шилоһ»\+bd* — муқәддәс чедир тунҗа тикләнгән шәһәр еди.\ft*\f* \v 2 лекин Исраиллар арисида өз мирас үлүши техи тәқсим қилинмиған йәттә қәбилә қалған еди. \v 3 Шуңа Йәшуа Исраилларға мундақ деди: — «Ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә бәргән бу зиминни қолуңларға елишқа суслуқ қилип қачанғичә кәйнигә сүрисиләр? \v 4 Силәр өзүңлар үчүн һәр қәбилидин үч адәмни таллаңлар; мән уларни қозғилип бу пүткүл зиминни айлинип чиқип, уни һәр бир қәбилә өз мирас үлүшигә мувапиқ сизип-хатириләшкә, андин қешимға йенип келишкә әвәтимән. \v 5 Улар зиминни йәттә үлүшкә бөлсун; лекин Йәһуда қәбилиси болса җәнуптики өз үлүш зиминида туривәрсун, Йүсүпниң җәмәтиму шимал тәрәптики өз үлүш зиминида туривәрсун. \v 6 Силәр зиминни йәттә үлүшкә бөлүп, пасилини хатириләп сизип йенимға келиңлар; андин мән Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида бу йәрдә силәр үчүн чәк ташлаймән. \v 7 Амма Лавийларниң болса, араңларда үлүши болмайду, чүнки Пәрвәрдигарниң каһинлиғи уларниң мирасидур. Гад билән Рубән вә Манассәһ йерим қәбилиси болса Иордан дәриясиниң у қети, шәриқ тәрипидә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән йәрләрни аллиқачан алғандур». \m \v 8 \add Зиминни хатириләшкә бекиткән\add* кишиләр қозғилип йолға чиққанда, Йәшуа уларға қаттиқ җекиләп: — Силәр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп мениң қешимға йенип келиңлар; андин мән мошу йәрдә, Шилоһниң өзидә Пәрвәрдигарниң алдида силәр үчүн чәк ташлаймән, деди. \m \v 9 Шундақ девиди, бу адәмләр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп, шәһәрләр бойичә йәттә үлүшкә бөлүп, хатиригә сизип, Шилоһдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға йенип кәлди. \m \v 10 Андин Йәшуа Шилоһда Пәрвәрдигарниң алдида улар үчүн чәк ташлиди вә шу йәрдә қәбилә-җәмәти бойичә зиминни Исраилларға тәқсим қилип бәрди. \b \m \s1 Биняминниң мираси \m \v 11 Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә чәк тартилди; улар чәк арқилиқ еришкән зимин Йәһудалар билән Йүсүпләрниң зимини оттурисидики жут болди. \v 12 Уларниң шималий чегариси Иордан дәриясидин башлап, Йерихониң шимал тәрипидики даванни яндап, ғәрип тәрипигә қарап тағлиқ жутқа чиқип вә Бәйт-Авәнниң чөлигә тутишатти; \x + \xo 18:12 \xo*\xt Йә. 7:2\xt*\x* \v 13 андин Лузға чиқип, луз, йәни Бәйт-Әлниң җәнуп тәрипини яндап өтүп, астин Бәйт-Һоронниң җәнубидики таққа йеқин Атарот-Аддарға чүшти; \v 14 чегара шу йәрдин өтүп ғәриптин җәнупқа қайрилип, Бәйт-Һоронниң җәнубиниң удулидики тағдин Йәһудаларниң шәһәрлиридин бири болған Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим)ға туташти. Бу ғәрип тәрәпниң чегариси еди. \v 15 Җәнуп тәрәпниң чегариси Кириат-Йеаримниң четидин башлап ғәрип тәрипигә меңип, Нәфтоаһтики су мәнбәсигә туташти; \f □ \fr 18:15 \fr*\ft \+bd «Нәфтоаһтики су мәнбәсигә»\+bd* — ибраний тилида «Нәфтоаһтики суларниң булиқиға».\ft*\f* \v 16 чегара андин Рәфайийларниң җилғисиниң шимал тәрипигә җайлашқан Бән-Һинномниң җилғисиниң удулидики тағниң бешиға чүшүп, андин Һинномниң җилғиси билән йәнә чүшүп, Йәбусийларниң егизлигиниң җәнуп тәрипи билән меңип, андин Ән-Рогәл булиқиға йәтти; \x + \xo 18:16 \xo*\xt Йә. 15:7, 8\xt*\x* \v 17 андин шимал тәрипигә қайрилип Ән-Шәмәш булиқидин өтүп, Адуллам давининиң удулидики Гәлилотқа берип, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиға чүшүп, \x + \xo 18:17 \xo*\xt Йә. 15:6\xt*\x* \v 18 вә Арабаһ түзләңлигиниң шимал тәрипидики егизликтин өтүп, Арабаһ түзләңлигигә чүшти. \v 19 Андин чегара шимал тәрипигә чиқип Бәйт-Һоглаһниң давиниға тутишип, Иордан дәриясиниң җәнубий еғизида, йәни Шор деңизиниң шималий қолтуғида ахирлашти. Бу җәнуп тәрәпниң чегариси еди. \v 20 Шәриқ чегариси болса Иордан дәриясиниң өзи еди. Бу Биняминларниң үлүши болуп, уларға җәмәт-аилири бойичә тохтитилған мирас зимининиң чегариси шу еди. \m \v 21 Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тәккән шәһәрләр болса төвәндикиләрдур: — Йерихо, Бәйт-Һоглаһ, Емәк-Кәзиз, \v 22 Бәйт-Арабаһ, Зәмарайим, Бәйт-Әл, \v 23 Аввим, Параһ, Офраһ, \v 24 Кәфар-Һаамонай, Офни вә Геба болуп, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди; \v 25 Буниңдин башқа Гибеон, Рамаһ, Бәәрот, \v 26 Мизпаһ, Кәфираһ, Мозаһ, \v 27 Рәкәм, Ирпәәл, Таралаһ, \v 28 Зәлаһ, Һа-Әләф, Йәбуси (йәни Йерусалим), Гибеаһ вә Кириат болуп, җәмий он төрт шәһәр вә униңға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди. Бу болса Биняминларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.\f □ \fr 18:28 \fr*\ft \+bd «Һа-Әләф»\+bd* — яки пәқәт «Әләф» (мениси «миң»)\ft*\f* \b \b \m \c 19 \s1 Шимеонниң мираси \m \v 1 Иккинчи чәк Шимеонға чиқти, йәни Шимеонлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мираси болса Йәһудаларниң мирас үлүшиниң арисида еди. \v 2 Уларниң еришкән мираси ичидә Бәәр-Шеба, Шеба, Моладаһ, \v 3 Һазар-Шуал, Балаһ, Езәм, \v 4 Әлтолад, Битул, Хормаһ, \v 5 Зиклаг, Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусаһ, \v 6 Бәйт-Либаот вә Шаруһән болуп, җәмий он үч шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. \m \v 7 Буниңдин башқа йәнә Айин, Риммон, Етәр, Ашан болуп, җәмий төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар \v 8 Һәмдә җәнуп тәрәптики Баалат-Бәәр (йәни җәнупдики Рамаһ)ғичә болған бу \add төрт\add* шәһәрниң әтрапидики һәммә кәнт-қишлақларму бар еди. Булар Шимеонлар қәбилисиниң үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә еришкән мираси еди. \m \v 9 Шимеонларниң мирас үлүши Йәһудаларниң үлүшиниң ичидин елип берилди; чунки Йәһудаларниң мирас үлүши өзлиригә көплүк қилған еди, шуңа Шимеонларниң мирас үлүши уларниң мирас үлүшиниң ичидин берилди. \b \m \s1 Зәбулунниң мираси \m \v 10 Үчинчи чәк Зәбулунлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мирас чегариси Саридқа баратти, \v 11 чегариси ғәрип тәрәптә Мареалаһқа берип Даббәшәткә йетип Йокнеамниң удулидики еқинға тутишатти; \v 12 У Саридтин шәриқ тәрипигә қайрилип, күн чиқишқа бурулуп Кислот-Табор жутиға тутишип, Дабиратқа өтүп, Яфияға барди; \v 13 андин шу йәрдин у шәриқ тәрипигә күн чиқишқа \add йәнә\add* бурулуп, Гат-Һәфәр вә Әт-Казинға келип Неаһқа созулған Риммон жутиға йетип барди. \v 14 Андин у йәрдин шимал тәрәпкә қайрилип, Һаннатонға йетип берип, Йифтаһ-Әлниң җилғисида ахирлашти. \v 15 Уларниң үлүши йәнә Каттат, Наһалал, Шимрон, Йидалаһ вә Бәйт-Ләһәмниму орап, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларниму өз ичигә алатти. \m \v 16 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Зәбулунларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди. \b \m \s1 Иссакарниң мираси \m \v 17 Төртинчи чәк Иссакарға чиқти, йәни Иссакарлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; \v 18 уларға берилгән жутлар Йизрәәлгичә болуп, Кәсуллот, Шунәм, \v 19 Һафарайим, Шион, Анаһарат, \v 20 Раббит, Кишион, Ебәз, \v 21 Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Һаддаһ вә Бәйт-Паззәзни өз ичигә алди; \v 22 андин чегариси Табор, Шаһазимаһ вә Бәйт-Шәмәшкә йетип, Иордан дәриясида ахирлашти; уларниң үлүши җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. \m \v 23 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Иссакарларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди. \b \m \s1 Аширниң мираси \m \v 24 Бәшинчи чәк Аширлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; \v 25 уларниң зимини Һәлкат, Һали, Бәтән, Ақсаф, \v 26 Алламмәләк, Амеад вә Мишални өз ичигә алди; чегариси ғәрип тәрәптә Кармәл билән Шиһор-Либнатқа тутишип, \v 27 андин шәриқ тәрәпкә қайрилип Бәйт-Дагонға берип, Зәбулун \add зимини\add* билән Йифтаһ-Әл җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Бәйт-Емәк билән Неиәлгә йетип берип Кабулниң шимал тәрипигә чиқти; \f □ \fr 19:27 \fr*\ft \+bd «шимал тәрипи»\+bd* — ибраний тилида «сол тәрипи» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 28 Еброн, Рәһоб, Һаммон вә Канаһни өз ичигә елип Чоң Зидонға йетип барди. \v 29 андин чегариси Рамаһ тәрипигә қайрилип, Тур дегән мустәһкәм шәһиргә берип, Хосаһқа қайрилип, Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған деңизда ахирлашти; \f □ \fr 19:29 \fr*\ft \+bd «Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған»\+bd* — яки «Ақзиб жутиниң йенида».\ft*\f* \v 30 зимини Уммаһ, Афәк вә Рәһобниму өз ичигә алған; җәмий жигирмә икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларни өз ичигә алған еди. \m \v 31 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Аширларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди. \b \m \s1 Нафталиниң мираси \m \v 32 Алтинчи чәк Нафталиға чиқти, йәни Нафталилар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; \v 33 уларниң чегариси болса Һәләфтин чиқип, Заананнимдики дуб дәриғидин өтүп, Адами-Нәкәб вә Ябнәәлдин чиқип, Лаккумға йетип Иордан дәриясиға берип ахирлашти. \f □ \fr 19:33 \fr*\ft \+bd «Адами-Нәкәб»\+bd* — яки «Адами, Нәкәб».\ft*\f* \v 34 Андин ғәрип тәрәпкә қайрилип Азнот-Таборға берип, шу йәрдин Һуккокқа чиқип, җәнупта Зәбулунниң үлүш зиминиға тутишип, шималда Аширниң үлүш зиминиға йетип, күн чиқиш тәрипидә Иордан дәриясиниң йенида, Йәһуданиң үлүш зиминиға улашти. \v 35 Нафталиниң мустәһкәм шәһәрлири Зиддим, Зәр, Һаммат, Раккат, Киннәрәт, \v 36 Адамаһ, Рамаһ, Һазор, \v 37 Кәдәш, Әдрәй, Ән-Һазор, \v 38 Йирон, Мигдал-Әл, Һорәм, Бәйт-Анат вә Бәйт-Шәмәшләр болуп, җәмий он тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. \m \v 39 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Нафталилар қәбилисиниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди. \b \m \s1 Данниң мираси \m \v 40 Йәттинчи чәк Данларниң қәбилисигә чиқти; у уларниң җәмәт-аилилири бойичә тартилди. \v 41 Уларниң мирас зимини болса Зореаһ, Әштаол, Ир-Шәмәш, \v 42 Шаалаббин, Айҗалон, Йитлаһ, \v 43 Елон, Тимнатаһ, Әкрон,\f □ \fr 19:43 \fr*\ft \+bd «Тимнатаһ»\+bd* — яки «Тимнаһ».\ft*\f* \v 44 Әл-тәкәһ, Гиббетон, Баалат, \v 45 Йәһуд, Бәнә-Барак, Гат-Риммон, \v 46 Мә-Яркон, Раккон вә Яфониң удулидики жутни өз ичигә алди. \m \v 47 Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип Ләшәмгә һуҗум қилип уни ишғал қилди; аһалисини қиличлап йоқитип, у йәрни өзиниң қилип маканлашти; андин улар Ләшәмгә атиси Данниң исмини қоюп, уни Дан дәп атиди.\f □ \fr 19:47 \fr*\ft \+bd «Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Лекин Данларниң зимини шулар (шу шәһәрләр) билән чәкләнгән болғачқа, Данлар чиқип...».\ft*\f* \m \v 48 Мана булар, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Данлар қәбилисигә, уларниң җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип берилгән еди. \b \m \s1 Йәшуа пәйғәмбәрниң мирас үлүши \m \v 49 Бу тәриқидә \add Исраиллар\add* зиминни чегара-чегара бойичә бөлүп болди; андин улар Нунниң оғли Йәшуаға өз арисидин мирас бөлүп бәрди. \v 50 Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә Йәшуа тилигинидәк униңға Әфраим тағлиқ жутидики Тимнат-Сераһ дегән шәһәрни бәрди; буниң билән у шәһәрни қуруп чиқип, униңда турди. \m \v 51 Мана булар Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраилниң қәбилә-җәмәтлириниң каттабашлири бир болуп Шилоһда, җамаәт чедириниң дәрвазисиниң алдида туруп, Пәрвәрдигарниң алдида чәк ташлап бөлүп тәқсим қилған мираслардур. Бу тәриқидә улар зиминниң тәқсиматини түгәтти. \b \b \m \c 20 \s1 Панаһлиқ шәһәрләр \m \v 1 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: — \m \v 2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Өзүм Мусаниң вастиси билән силәргә буйруғандәк, өзүңлар үчүн «панаһлиқ шәһәрләр»ни таллап бекитиңлар; \x + \xo 20:2 \xo*\xt Мис. 21:13; Чөл. 35:6; Қан. 19:1, 2\xt*\x* \v 3 билмәй, тәсадипийлиқтин адәм уруп өлтүрүп қойған һәр қандақ киши у шәһәрләргә қечип кәтсун. Буниң билән бу шәһәрләр силәргә қан интиқамини алғучидин панаһгаһ болиду. \v 4 \add Адәмни шундақ өлтүргән\add* киши бу шәһәрләрниң биригә қечип берип, шәһәрниң қовуқиға келип, шу йәрдә шәһәрниң ақсақаллириға өз әһвалини ейтсун; улар уни өзигә қобул қилип шәһәргә киргүзүп, униң өзлири билән биллә турушиға униңға җай бәрсун.\x + \xo 20:4 \xo*\xt Чөл. 35:22, 23; Қан. 19:4, 5\xt*\x* \m \v 5 Әнди қан қисасини алғучи уни қоғлап кәлсә, улар адәм өлтүргән кишини қисаскарниң қолиға тапшуруп бәрмисун; чүнки шу кишиниң бурундин өз хошнисиға һеч өч-адавити болмиған, бәлки тәсадипий уруп өлтүрүп қойған. \v 6 \add Адәм өлтүргән\add* киши җамаәт алдида сорақ қилинғичә шу шәһәрдә турсун; андин шу вақиттики баш каһин өлүп кәткәндә, у шу шәһәрдин айрилип, өз шәһиригә, йәни қечип чиққан шәһәрдики өйигә йенип кәлсун. \m \v 7 Шуниң билән улар Нафтали тағлиқ жутидики Кәдәшни, Әфраимниң тағлиқ жутидики Шәкәмни вә Йәһуданиң тағлиқ жутидики Кириат-Арба, йәни Һебронни, \v 8 Йерихониң шәриқ тәрипидики, Иордан дәриясиниң у қетидики Рубән қәбилисиниң зиминидин түзләңликниң чөлидики Бәзәрни, Гад қәбилисиниң зиминидин Гилеадтики Рамотни вә Манассәһ қәбилисиниң зиминидин Башандики Голанни таллап бекитти.\x + \xo 20:8 \xo*\xt Қан. 4:43\xt*\x* \m \v 9 Мана бу шәһәрләр барлиқ Исраиллар вә уларниң арисида туруватқан мусапирлар үчүн панаһгаһ болушқа бекитилгән шәһәрләрдур; кимки билмәй, тәсадипилиқтин адәм өлтүргән болса, униң җамаәт алдида сорақ қилинишидин бурун, қан қисаскарниң қолида өлмәслиги үчүн шу шәһәрләргә қечип кетишкә бу шәһәрләр бекитилгән. \b \b \m \c 21 \s1 Лавийларниң турушиға шәһәрләрни бекитиш \m \v 1 У вақитта Лавий җәмәтлириниң каттивашлири каһин Әлиазар, Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилириниң каттивашлириниң қешиға берип, \x + \xo 21:1 \xo*\xt 1Тар. 6:39\xt*\x* \v 2 Қанаан зиминидики Шилоһда уларға: — Мусаниң вастиси арқилиқ Пәрвәрдигар биз тоғрилиқ: «Уларға турушқа шәһәрләрни, маллири үчүн яйлақларни қошуп бәргин», дәп ейтқан, деди.\x + \xo 21:2 \xo*\xt Чөл. 35\xt*\x* \m \v 3 Шуни девиди, Исраиллар Пәрвәрдигарниң әмри бойичә өз мирас үлүшлиридин муну шәһәрләр билән яйлақларни қошуп Лавийларға бәрди: — \m \v 4 биринчи ташланған чәк Коһат җәмәтлиригә чиқти; чәк ташлинип, Лавийлар ичидики каһин Һарунниң әвлатлириға Йәһуда қәбилиси, Шимеон қәбилиси вә Бинямин қәбилисиниң зиминлиридин он үч шәһәр бекитилди; \v 5 Андин Коһатниң қалған әвлатлириға чәк ташлинип, Әфраим қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Дан қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминлиридин он шәһәр бекитилди. \m \v 6 Гәршонниң әвлатлириға чәк ташлинип, Иссакар қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Ашир қәбилисиниң зиминидин, Нафтали қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһниң йәнә бир йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бекитилди. \m \v 7 Мәрариниң әвлатлириға, җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип, Рубән қәбилисиниң зиминидин, Гад қәбилисиниң зиминидин вә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин он икки шәһәр бекитилди. \m \v 8 Бу тәриқидә Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк Исраиллар чәк ташлап бу шәһәрләр билән яйлақлирини қошуп, Лавийларға бәрди. \m \v 9 Улар Йәһуданиң қәбилиси билән Шимеонниң қәбилисиниң зиминидин төвәндә тизимланған муну шәһәрләрни бәрди: — \v 10 (чәк ташланғанда, Лавийларниң нәсли болған Коһатлар җәмәтидики Һарунниң әвлатлириға биринчи чәк чиққачқа муну шәһәрләр берилди): — \m \v 11 уларға Йәһуданиң тағлиқ районидики Кириат-Арба (Арба Анакниң атиси еди), йәни Һеброн билән әтрапидики яйлақларни қошуп бәрди. \v 12 Лекин шәһәргә тәвә етизлар билән кәнт-қишлақларни Йәфуннәһниң оғли Каләбкә мирас қилип бәрди. \v 13 Шундақ қилип улар Һарун каһинниң әвлатлириға адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Һеброн вә яйлақлирини, йәнә уларға Либнаһ билән яйлақлирини, \v 14 Яттир билән яйлақлирини, Әштәмоа билән яйлақлирини, \v 15 Һолон билән яйлақлирини, Дәбир билән яйлақлирини, \v 16 Айин билән яйлақлирини, Юттаһ билән яйлақлирини, Бәйт-Шәмәш билән яйлақлирини бәрди; бу икки қәбилиниң зиминлиридин җәмий тоққуз шәһәрни бәрди. \v 17 Мундин башқа уларға Бинямин қәбилисиниң зиминидин Гибеон билән яйлақлирини, Геба билән яйлақлирини, \v 18 Анатот билән яйлақлирини, Алмон билән яйлақлирини қошуп җәмий төрт шәһәр бәрди. \m \v 19 Бу тәриқидә каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлириға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди. \m \v 20 Улар йәнә Лавийларниң нәслидин болған Коһатниң қалған җәмәтлиригиму шәһәрләрни бәрди. Чәк ташлаш билән уларға бекитилгән шәһәрләр мунулар: — уларға Әфраим қәбилисиниң зиминидин \v 21 Әфраимниң тағлиқ районидики адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Шәкәм билән яйлақлирини, йәнә Гәзәр билән яйлақлири, \v 22 Кибзаим билән яйлақлири вә Бәйт-Һорон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди; \v 23 буниңдин башқа Дан қәбилисиниң зиминидин Әлтәкәһ билән яйлақлири, Гиббетон билән яйлақлири, \v 24 Айҗалон билән яйлақлири вә Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. \v 25 Буниңдин башқа Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин Таанақ билән яйлақлири, Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий икки шәһәрни бәрди. \v 26 Бу тәриқидә Коһатларниң қалған җәмәтлиригә берилгән шәһәрләр он болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди. \m \v 27 Лавийларниң җәмәтлиридин болған Гәршонларға болса улар Манассәһниң йерим қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Башандики Голан билән яйлақлирини, шундақла Бәәштераһ билән яйлақлирини, җәмий икки шәһәрни бәрди; \v 28 йәнә Иссакар қәбилисиниң зиминидин Кишион билән яйлақлири, Дабират билән яйлақлири, \f □ \fr 21:28 \fr*\ft \+bd «Дабират»\+bd* — яки «Дабрат».\ft*\f* \v 29 Ярмут билән яйлақлири вә Ән-Ганним билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди; \v 30 буниңдин башқа Ашир қәбилисиниң зиминидин Мишал билән яйлақлири, Абдон билән яйлақлири, \v 31 Һәлкат билән яйлақлири вә Рәһоб билән яйлақлири болуп, җәмий болуп төрт шәһәрни бәрди; \v 32 буниңдин башқа Нафтали қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Галилийәдики Кәдәш билән яйлақлирини, йәнә Һаммот-Дор билән яйлақлири вә Картан билән әтрапидики яйлақлири болуп, җәмиий үч шәһәрни бәрди. \m \v 33 Бу тәриқидә Гәршонларға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди. \m \v 34 Қалған Лавийларға, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Йокнеам билән яйлақлири, Картаһ билән яйлақлири, \v 35 Димнаһ билән яйлақлири вә Наһалал билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. \v 36 Буниңдин башқа Рубән қәбилисиниң зиминидин Бәзәр билән яйлақлири, Яһаз билән яйлақлири, \f □ \fr 21:36 \fr*\ft \+bd «Яһаз»\+bd* — яки «Җаһзаһ» яки «Яһазаһ».\ft*\f* \v 37 Кәдәмот билән яйлақлири вә Мәфаат билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. \v 38 Буниңдин башқа Гад қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Гилеадтики Рамот билән яйлақлирини, йәнә Маһанайим билән яйлақлири, \v 39 Һәшбон билән яйлақлири вә Җаазәр билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. \m \v 40 Булар болса қалған Лавийларниң җәмәтлиригә, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә берилгән барлиқ шәһәрләрдур; уларға чәк ташлиниш билән берилгән үлүши он икки шәһәр еди. \m \v 41 Исраилларниң зимини ичидин Лавийларға бекитип берилгән шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз еди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди. \v 42 Бу шәһәрләрниң һәр бириниң әтрапида яйлақлири бар еди; шәһәрләрниң һәммиси шундақ еди. \m \v 43 Пәрвәрдигар шу тәриқидә Исраилларниң ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған пүткүл зиминни уларға бәрди; улар келип уни егиләп, у йәрдә олтарди. \m \v 44 У вақитта Пәрвәрдигар илгири уларниң ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилғинидәк, уларға һәр әтрапида тинич-арамлиқ бәрди; уларниң дүшмәнлиридин һечқандиқи уларниң алдида қәддини руслап тик туралмайтти; бәлки Пәрвәрдигар һәммә дүшмәнлирини уларниң қолиға тапшурди. \v 45 Пәрвәрдигарниң Исраилниң җәмәтигә вәдә қилған һиммәтлиридин һеч бири қалдурулмай әмәлгә ашурулди. \b \b \m \c 22 \s1 Шәриқ тәрәптики зиминлар тәқсим қилинған қәбилиләрниң өз мирасиға қайтип бериши \m \v 1 У вақитта Йәшуа Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни чақирип уларға: — \m \v 2 Силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң силәргә буйруғининиң һәммисигә әмәл қилдиңлар, мениң силәргә әмир қилған барлиқ сөзлиримгиму қулақ салдиңлар; \x + \xo 22:2 \xo*\xt Чөл. 32:20; Қан. 3:18\xt*\x* \v 3 силәр бу нурғун күнләрдә таки бүгүнгә қәдәр қериндашлириңларни ташливәтмәй, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар \add силәргә\add* әмир қилған вәзипини тутуп кәлдиңлар; \v 4 әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар вәдә қилғинидәк, қериндашлириңларға арамлиқ бәрди; шуңа силәр Пәрвәрдигарниң қули Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә силәргә бәргән мирас зиминиңларға, өз чедирлириңларға қайтип бериңлар. \x + \xo 22:4 \xo*\xt Чөл. 32:33; Қан. 3:13; 29:8; Йә. 13:8\xt*\x* \v 5 Пәқәтла Пәрвәрдигарниң қули Муса силәргә буйруп тапшурған қанун-әмирләргә әмәл қилишқа, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң барлиқ йоллирида меңип, әмирлирини тутуп униңға бағлинип, пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җан-дилиңлар билән Униң хизмитидә болушқа ихлас билән көңүл бөлүңлар, — деди.\x + \xo 22:5 \xo*\xt Қан. 10:12\xt*\x* \m \v 6 Шуниң билән Йәшуа уларни бәхит-бәрикәт тиләп, йолға салди; улар өз чедирлириға қайтип кетишти. \m \v 7 Манассәһ йерим қәбилисигә болса Муса уларға Башанни мирас қилип бәргән еди; йәнә бир йерим қәбилигә Йәшуа Иордан дәриясиниң бу қети, йәни ғәрип тәрипидә уларниң қериндашлириниң арисида мирас бәрди. Йәшуа уларни өз чедирлириға қайтиш йолиға салған вақтида, у уларғиму бәхит-бәрикәт тиләп, \v 8 уларға: — Интайин көп байлиқлар, интайин көп чарпайларни, шундақла көп миқдарда күмүч, алтун, мис, төмүр вә кийим-кечәкләрни елип, өз чедириңларға қайтип бериңлар; дүшмәнлириңлардин алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар, деди.\f □ \fr 22:8 \fr*\ft \+bd «алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар»\+bd* — яки «алған олҗини қериндашлириң билән үлишип елиңлар».\ft*\f* \m \v 9 У вақитта Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Шилоһдин чиқип Исраиллардин айрилип, Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә уларниң тәәллуқати болған өз мирас зимини Гилеад жутиға қарап қайтип маңди. \b \m \s1 Чоң уқушмаслиқ — ички урушниң алдини елиш \m \v 10 Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң бойидики Гәлилотқа йетип кәлгәндә, у йәрдә Иордан дәриясиниң бойида бир қурбангаһни ясиди; қурбангаһ наһайити чоң вә һәйвәтлик ясалған еди. \f □ \fr 22:10 \fr*\ft \+bd «...дәриясиниң бойидики Гәлилотқа»\+bd* — нуниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...дәриясиниң бойидик даириси» яки «...дәриясиниң бойидик дүгиләк догилири».\ft*\f* \x + \xo 22:10 \xo*\xt Йә. 18:7\xt*\x* \v 11 Исраилларға: «Мана Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң у қетидики Гәлилотта, йәни Исраилларниң удулида бир қурбангаһни ясапту» дегән хәвәр аңланди. \m \v 12 Исраиллар бу хәвәрни аңлиған һаман, уларниң пүткүл җамаити улар билән урушуш үчүн Шилоһқа топланди. \m \v 13 У вақитта Исраиллар каһин Әлиазарниң оғли Финиһасни Гилеад зиминидики Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә маңдурди \v 14 вә шундақла униң билән он әмирни, Исраилниң һәр бир қәбилисидин җәмәт башлиғи болған бирдин әмирни униңға һәмраһ қилип әвәтти; һәр бир әмир һәр қайси ата җәмәттики миңлиған Исраилларниң каттивеши еди. \m \v 15 Булар әнди Гилеад зиминиға, Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә келип уларға: — \v 16 Мана Пәрвәрдигарниң пүткүл җамаити силәргә мундақ дәйду: «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап, Исраилниң Худасидин йүз өрүп, Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип өткүзгән бу рәзиллигиңлар зади қандақ иш? \f □ \fr 22:16 \fr*\ft \+bd «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап...»\+bd* — Муса пәйғәмбәргә назил қилинған қанун бойичә, Пәрвәрдигарниң ибадити үчүн ялғуз бирла қурбангаһ бекитилгән, шундақла қурбангаһ Пәрвәрдигар өзи бекиткән җайда туруши керәк еди («Мис.» 24:20, «Лав.» 17:3-4, «Қан.» 12:5-6ни көрүң).\ft*\f* \v 17 Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму? Гәрчә Пәрвәрдигарниң җамаитиниң бешиға ваба чүшкән болсиму, биз техи бүгүнгә қәдәр бу иштин өзимизни пакландурмидуқ. \f □ \fr 22:17 \fr*\ft \+bd «Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму?»\+bd* — Пеорда өткүзгән гуналар вә кейинки вақиә «Чөл.» 25-бапта хатириләнгән.\ft*\f* \x + \xo 22:17 \xo*\xt Чөл. 25:3; Қан. 4:3\xt*\x* \v 18 Силәр бүгүн Пәрвәрдигарға әгишиштин яндиңлар; шундақ болидуки, силәр бүгүн Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған болғачқа, у җәзмән әтә Исраилниң пүткүл җамаитигә ғәзәплиниду. \v 19 Һалбуки, мабада силәр мирас қилип алған зимин напак болуп қалған болса, Пәрвәрдигарниң тәвәлиги болған зиминға, Униң чедири тикләнгән жутқа йенип келип, аримизда мирас елиңлар. Пәқәт Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһидин башқа өзүңлар үчүн қурбангаһ ясаш билән Пәрвәрдигарға вә бизләргә асийлиқ қилмаңлар. \v 20 Зәраһниң оғли Ақан һарам бекитилгән нәрсиләрдин елип, итаәтсизлик қилған әмәсму? Шу сәвәптин қәбиһлиги үчүн ялғуз улар өлтүрүлүп қалмай, Пәрвәрдигарниң ғәзиви йәнә пүткүл Исраил җамаитиниң үстигә чүшкән әмәсму?». \m \v 21 Шуниң билән Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси миңлиған Исраилларниң каттивашлириға җавап берип мундақ деди: — \m \v 22 «Илаһларниң илаһи Пәрвәрдигардур! Илаһларниң илаһи болған Пәрвәрдигар Өзи буни билиду, Исраилму уни билгәй! Әгәр бу иш асийлиқ болса яки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик болса, әнди бизләрни бүгун өлүмдин айимаңлар! \x + \xo 22:22 \xo*\xt Зәб. 49:1\xt*\x* \v 23 Әгәр бизниң өзимиз үчүн қурбангаһни ясишимиз Пәрвәрдигарға әгишиштин йениш үчүн болған болса, шундақла қурбангаһниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ сунуш, ашлиқ һәдийәлирини сунуш, енақлиқ қурбанлиқлирини сунуш үчүн болған болса, ундақта Пәрвәрдигар Өзи бу иш тоғрилиқ биздин һесап алсун; \v 24 әксичә бу ишни қилишимизниң сәвәви һәқиқәтән шуки, кәлгүсидә силәрниң балилириңлар бизниң балилиримизға: «Силәрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән қандақ мунасивитиңлар бар? \v 25 Әй Рубәнләр вә Гадлар, Пәрвәрдигар биз билән силәрниң оттуримизда Иордан дәриясини чегара қилип қойған әмәсму? Шуңа силәрниң Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқтур!» дейишидин әндишә қилдуқ. \v 26 Шуңа биз: «Қопуп бир қурбангаһ ясайли; лекин бу көйдүрмә қурбанлиқлар үчүнму әмәс, башқа хил қурбанлиқлар үчүнму әмәс, \v 27 бәлки кәлгүсидә Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқлиримиз билән башқа хил қурбанлиқлиримиз вә енақлиқ қурбанлиқлиримиз билән униң ибадитидә болушимиз үчүн, силәр вә бизниң оттуримизда, шундақла кейинки дәвирлиримиздә бир әсләтмә гувалиқ болсун үчүн уни ясидуқ; балилириңларниң кәлгүсидә балилиримизға «Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқ» демәслиги үчүн шундақ қилдуқ. \x + \xo 22:27 \xo*\xt Яр. 31:48; Йә. 24:27\xt*\x* \v 28 Әгәр улар кәлгүсидә биз билән әвлатлиримизға шундақ десә, биз җавап берип: «Мана, көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн яки башқа хил қурбанлиқларни сунуш үчүн ясалған әмәс, бәлки силәр билән бизниң оттуримизда бир гувалиқ болсун дәп ясалған, бу Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримиз ясиған қурбангаһиниң әндизисидур!» дейәләймиз. \m \v 29 Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип, Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, Пәрвәрдигар Худайимизниң чедириниң алдида турған қурбангаһтин башқа иккинчи бир қурбангаһни ясап, униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийәләр вә башқа хил қурбанлиқларни өткүзүш нийити биздин нери болғай!». \m \v 30 Каһин Финиһас вә униң билән биллә кәлгән җамаәт әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң каттивашлири Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләрниң ейтқан сөзлирини аңлиғанда улар шуниңдин хуш болди. \v 31 Әлиазарниң оғли каһин Финиһас Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләргә: — Силәр Пәрвәрдигарға бу итаәтсизликни қилмиғиниңлар үчүн Пәрвәрдигарниң оттуримизда туруватқанлиғини әнди билдуқ; силәр бу иш билән Исраилларни Пәрвәрдигарниң қолидин қутқуздуңлар, деди. \m \v 32 Андин Әлиазар каһинниң оғли Финиһас билән әмирләр Рубәнләр вә Гадларниң йенидин, Гилеад зиминидин чиқип Қанаан зиминиға Исраилларниң йениға йенип келип бу хәвәрни уларға дәп бәрди. \v 33 Бу иш Исраилларниң нәзиридә яхши көрүнди; Исраиллар Худаға һәмдусана ейтип, Рубәнләр билән Гадларға һуҗум қилип, улар билән урушуп уларниң туруватқан зиминини вәйран қилайли, дегән гәпни иккинчи тилға алмиди. \m \v 34 Рубәнләр билән Гадлар бу қурбангаһқа «Гувалиқ» дәп ат қойди; чүнки улар: — «У аримизда Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигигә гувадур» деди.\f □ \fr 22:34 \fr*\ft \+bd «Гувалиқ»\+bd* — ибраний тилида «Ед».\ft*\f* \b \b \m \c 23 \s1 Йәшуа пәйғәмбәрниң Исраилниң әмир-ақсақаллирини агаһландуруп, уларға несиһәт бериши \m \v 1 Пәрвәрдигар Исраилға әтрапидики дүшмәнлиридин арам берип узун заманлар өтүп, шундақла Йәшуа қерип, йешиму чоңийип қалғанда, \v 2 Йәшуа пүткүл Исраилни, уларниң ақсақаллирини, башлиқлири, һаким-сорақчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирип уларға мундақ деди: — «Мән қерип қалдим, йешимму чоңийип қалди. \v 3 Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр үчүн мошу йәрдики барлиқ таипиләргә қандақ ишларни қилғинини өзүңлар көрдүңлар; чүнки силәр тәрәптә туруп җәң қилғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур. \v 4 Мана, мән өзүм йоқатқан һәммә әлләрниң зиминлири билән қалған бу таипиләрниң зиминлирини қошуп қәбилә-җәмәтиңлар бойичә чәк ташлап Иордан дәриясидин тартип күн петиш тәрәптики Улуқ Деңизғичә, силәргә мирас қилип тәқсим қилип бәрдим. \v 5 Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи уларни алдиңлардин қоғлап чиқирип, көзүңлардин нери қилип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк силәр уларниң зиминиға егә болисиләр. \x + \xo 23:5 \xo*\xt Мис. 14:14; 23:27; Чөл. 33:53; Қан. 6:19; Йә. 13:6\xt*\x* \v 6 Шуңа силәр толиму қәйсәр болуп Мусаниң қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, оң я солға чәтнәп кәтмәй, униңға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар; \x + \xo 23:6 \xo*\xt Қан. 5:32; 28:14\xt*\x* \v 7 шундақ қилип, араңларда қелип қалған бу таипиләр билән барди-кәлди қилмаңлар; шуниңдәк уларниң илаһлириниң намлирини тилға алмаңлар яки уларниң нами билән қәсәм қилмаңлар; уларға ибадәт қилмаңлар, уларға баш урмаңлар; \x + \xo 23:7 \xo*\xt Мис. 23:13; Зәб. 15:4; Йәр. 5:7; Зәф. 1:5; Әф. 5:3\xt*\x* \v 8 бәлки бүгүнгичә қилғиниңлардәк, Пәрвәрдигар Худайиңларға бағлинип туруңлар. \x + \xo 23:8 \xo*\xt Қан. 11:22\xt*\x* \v 9 Чүнки Пәрвәрдигар алдиңлардин чоң-чоң вә күчлүк әлләрни қоғлап чиқиривәткәндур; бүгүнгичә һеч қандақ адәм алдиңларда пут тирәп туралмиди. \v 10 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқини бойичә силәр тәрәптә туруп җәң қилғини үчүн силәрдин бир адимиңлар уларниң миң адимини тирипирән қилиду.\x + \xo 23:10 \xo*\xt Лав. 26:8; Қан. 32:30\xt*\x* \m \v 11 Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш үчүн өз көңлүңларға қаттиқ сәгәк болуңлар! \v 12 Чүнки әгәр силәр Униңдин йүз өрүп араңларда қалған бу әлләр билән арилишип-бағлинип, улар билән қода-баҗа болуп, улар билән бериш-келиш қилсаңлар, \v 13 ундақта силәргә шу иш аян болсунки, Пәрвәрдигар Худайиңлар алдиңлардин бу әлләрни иккинчи қоғлап чиқармайду, бәлки булар силәргә қапқан вә қилтақ болуп, биқиниңларға қамча болуп чүшүп, көзүңләргә тикән болуп санҗилиду; ахирда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә бәргән бу яхши зиминдин мәһрум болуп йоқилисиләр. \m \v 14 Мана, мән бүгүн барлиқ адәмләр муқәррәр бесип өтидиған йолни маңимән; силәрниң пүтүн дилиңлар вә вуҗудуңларға шу рошәнки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр тоғрилиқ қилған мубарәк вәдилириниң һеч бири әмәлгә ашурулмай қалмиди; һәммиси силәр үчүн беҗа кәлтүрүлүп, һеч қайсиси йәрдә қалмиди. \v 15-16 Лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәргә әмир қилип тохтатқан әһдисини бузғанда, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә вәдә қилған һәммә бәрикәт үстүңләргә чүшүрүлгәндәк, шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни Өзи силәргә бәргән зиминдин йоқатқичә барлиқ агаһ қилған ишни чүшүриду; силәр берип, \add униң әһдисини бузуп\add* башқа илаһларға ибадәт қилип баш урсаңлар, Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә тутишип, силәрни Өзи силәргә бәргән яхши зиминдин тезла йоқ қилиду». \b \b \m \c 24 \s1 Йәшуа пәйғәмбәрниң пүткүл Исраилни агаһландуруп, уларға несиһәт қилиши \m \v 1 Андин Йәшуа Исраилниң һәммә қәбилилирини Шәкәмгә жиғип, Исраилниң ақсақаллири, башлиқлири, һаким-сотчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирди; улар өзлирини Худаниң һозуриға һазир қилғанда \v 2 Йәшуа пүткүл хәлиққә: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар: — «Қедимки заманда ата-бовилириңлар, җүмлидин Ибраһим билән Наһорниң атиси Тәраһ дәрияниң у тәрипидә олтиратти; улар башқа илаһларниң қуллуғида болатти. \f □ \fr 24:2 \fr*\ft \+bd «дәрияниң у тәрипидә»\+bd* — мошу йәрдә «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 24:2 \xo*\xt Яр. 11:26, 31; Қан. 26:5\xt*\x* \v 3 Лекин Мән атаңлар Ибраһимни дәрияниң у тәрипидин елип келип, уни башлап пүткүл Қанаан зиминини айландуруп, униң нәслини көпәйтип униңға Исһақни бәрдим. \f □ \fr 24:3 \fr*\ft \+bd «дәрияниң у тәрипидин»\+bd* — мошу йәрдә «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 24:3 \xo*\xt Яр. 12:1; 21:2.\xt*\x* \v 4 Андин Мән Исһаққа Яқуп билән Әсавни бәрдим; Әсавға Сеир тағлиқ районини тәвәлик қилип бәрдим, Яқуп билән оғуллири болса Мисирға чүшүп барди. \x + \xo 24:4 \xo*\xt Яр. 25:24; 36:8; 46:1\xt*\x* \v 5 Кейинрәк Мән Муса билән Һарунни әвәтип, Мисирлиқлар арисида әмәллирим билән уларға дәһшәтлик вабаларни чүшүрдум; андин силәрни шу йәрдин елип чиқтим. \x + \xo 24:5 \xo*\xt Мис. 3:10-22; 4:1-17; 12:37\xt*\x* \v 6 Мән бу тәриқидә ата-бовилириңларни Мисирдин елип чиқип, улар \add Қизил\add* Деңизға йетип кәлгинидә, мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири билән ата-бовилириңларни қоғлап деңизғичә кәлди. \f □ \fr 24:6 \fr*\ft \+bd «улар Қизил Деңизға йетип кәлгинидә»\+bd* — мошу йәрдә «улар» ибраний тилида «силәр» ейтилиду.\ft*\f* \x + \xo 24:6 \xo*\xt Мис. 14:1\xt*\x* \v 7 Исраиллар шуан Пәрвәрдигарға нида қиливиди, У силәр билән Мисирлиқларниң арисиға тум қараңғулуқ чүшүрди; андин деңизни уларниң үстигә бастуруп япти. Силәр Өз көзлириңлар билән Мениң Мисирда немә қилғинимни көрдүңлар; андин силәр узун вақитқичә чөлдә турдуңлар. \v 8 Кейинрәк Мән силәрни Иордан дәриясиниң у тәрипидә турған Аморийларниң зиминиға башлап кәлдим; улар силәр билән соқушқанда мән уларни қолуңларға берип, силәр уларниң зиминини егилидиңлар. Мән уларни алдиңлардин йоқитивәттим.\x + \xo 24:8 \xo*\xt Чөл. 21:21, 33\xt*\x* \m \v 9 У вақитта Моабниң падишаси, Зиппорниң оғли Балақ қопуп, Исраил билән җәңгә чүшти вә силәрни қарғаш үчүн Беорниң оғли Балаамни чақирип кәлди; \v 10 лекин Мән Балаамниң сөзигә қулақ салмидим; шуниң билән у силәргә қайта-қайта бәхит-бәрикәт тилиди вә Мән силәрни \add Балақниң\add* қолидин қутқуздум. \m \v 11 Кейинрәк силәр Иордан дәриясидин өтүп Йерихоға барғанда Йерихониң адәмлири Аморийлар, Пәриззийләр, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Гиргашийлар, Һивийлар вә Йәбусийлар силәр билән урушқа қопқини билән Мән уларни қолуңларға тапшуруп бәрдим; \x + \xo 24:11 \xo*\xt Йә. 3:14; 6:1, 20; 10:8; 11:8\xt*\x* \v 12 Мән алдиңларға сериқ һәрини әвәттим, сериқ һәрә Аморийларниң иккила падишасини һайдивәткәндәк уларниму һайдивәтти; бу иш силәрниң қиличиңлар яки оқяйиңлар билән болмиди. \f □ \fr 24:12 \fr*\ft \+bd «сериқ һәрә»\+bd* — ибраний тилида адәттики һәридин техиму чоң вә чаққақ бир хил һәрини көрситиши мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 24:12 \xo*\xt Мис. 23:28; Қан. 7:20; Зәб. 43:4\xt*\x* \v 13 Мән силәргә өз қолуңлар билән әмгәк сиңдүрмигән бир зиминни, өзүңлар ясимиған шәһәрләрни бәрдим, вә силәр шуларда макан қилдиңлар; өзүңлар тикмигән үзүмзарлиқлар билән зәйтунзарлиқлардин мевилирини йәватисиләр» дәйду, — деди.\x + \xo 24:13 \xo*\xt Қан. 6:10, 11, 12\xt*\x* \m \v 14 — Шуңа әнди силәр Пәрвәрдигардин қорқуп ихласмәнлик вә һәқиқәт ичидә униң ибадитидә болуңлар; ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни ташлап, пәқәт Пәрвәрдигарниң қуллуғида болуңлар.\f □ \fr 24:14 \fr*\ft \+bd «дәрияниң у тәрипидә»\+bd* — мошу йәрдә «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду.\ft*\f* \m \v 15 Лекин әгәр Пәрвәрдигарниң ибадити силәргә яман көрүнсә, кимгә ибадәт қилидиғиниңларни талливелиңлар — мәйли ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә турғанда чоқунған илаһлар болсун яки силәр туруватқан зиминдики Аморийларниң илаһлири болсун, уларни таллаңлар; лекин мән билән өйүмдикиләр болсақ Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди. \m \v 16 Хәлиқ җавап берип: — Пәрвәрдигарни тәрк етип башқа илаһларниң ибадитидә болуш биздин нери болсун! \v 17 Чүнки биз билән ата-бовилиримизни «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип, көзимизниң алдида бу чоң мөҗизилик аламәтләрни көрситип, қайси йолда маңмайли, қайси хәлиқниң арисидин өтмәйли, бизни сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиз Өзидур! \v 18 Пәрвәрдигар бу зиминда турған барлиқ таипиләрни, җүмлидин Аморийларни алдимиздин қоғливәтти; шуңа бизму Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз; чүнки У бизниң Тәңримиздур! — деди. \m \v 19 Йәшуа хәлиққә: — Силәр Пәрвәрдигарниң ибадитидә болалмайсиләр, чүнки У муқәддәс бир Худадур; У вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Тәңри болғачқа, итаәтсизликлириңлар билән гуналириңларни кәчүрәлмәйду. \v 20 Әгәр силәр Пәрвәрдигарни ташлап, ят илаһларға чоқунған болсаңлар Уму силәрдин йүз өрүп, силәргә яхшилиқ қилип кәлгәнниң орнида силәргә бала кәлтүрүп йоқитиду, — деди.\x + \xo 24:20 \xo*\xt Йә. 23:15\xt*\x* \m \v 21 Лекин хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Һәргиз ундақ болмайду! Биз Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди. \m \v 22 Буни аңлап Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларниң Пәрвәрдигарни, Униң ибадитидә болушни таллиғанлиғиңларға өз-өзүңларға гувачи болдуңлар, девиди, улар: — Өзимиз гува! — дәп җавап беришти. \m \v 23 У: — Ундақ болса әнди араңлардики ят илаһларни чиқирип ташливетип, көңлүңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға интилидиған қилиңлар, деди. \m \v 24 Хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Биз Пәрвәрдигар Худайимизниң ибадитидә болуп, униң авазиғила қулақ салидиған болимиз, деди. \m \v 25 Шуниң билән Йәшуа у күни хәлиқ билән әһдә бағлишип, Шәкәмдә улар үчүн һөкүм-бәлгүлимиләрни тохтитип бәрди. \x + \xo 24:25 \xo*\xt Мис. 15:25\xt*\x* \v 26 Андин Йәшуа бу һәммә сөзләрни Пәрвәрдигарниң қанун китавиға пүтүп, йоған бир ташни елип келип, уни Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайиниң йенидики дуб дәриғиниң астиға тикләп қойди. \v 27 Андин Йәшуа хәлиққә: — Мана бу таш болса бизгә гува болуп туриду; чүнки у Пәрвәрдигарниң бизгә қилған һәммә сөзлирини аңлап турди; у Пәрвәрдигар Худайиңлардин танмаслиғиңлар үчүн үстүңларда гувачи болуп туриду, — деди. \m \v 28 Йәшуа шуларни дәп хәлиқни йолға селип, һәр бирини өз мирас йеригә яндурди. \m \v 29 Бу ишлардин кейин Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди. \v 30 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.\x + \xo 24:30 \xo*\xt Йә. 19:50; Һак. 2:9\xt*\x* \m \v 31 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә мөҗизилик әмәллирини убдан билидиған ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди. \m \v 32 Йүсүпниң сүйәклирини болса, Исраиллар уларни Мисирдин елип кәлгән еди. Улар буларни Шәкәмгә елип берип, Яқуп Шәкәмниң атиси Һаморниң оғуллиридин йүз кәситаһ күмүчкә сетивалған йәрдә дәпнә қилди. Шу йәр Йүсүпләрниң мирас үлүши болуп қалди.\f □ \fr 24:32 \fr*\ft \+bd «кәситаһ»\+bd* — һазирғичә қиммити ениқланмиған бир хил күмүч тәңгә еди («Яр.» 33:19 вә «Аюп» 42:11).\ft*\f* \x + \xo 24:32 \xo*\xt Яр. 33:18-20; Яр. 50:25; Мис. 13:19\xt*\x* \m \v 33 Һарунниң оғли Әлиазарму вапат болди; улар уни оғли Финиһасқа мирас қилип берилгән Әфраимниң тағлиқ районидики Гибеаһ дегән җайда дәпнә қилди.\f □ \fr 24:33 \fr*\ft \+bd «Әфраимниң тағлиқ районидики Гибеаһ»\+bd* — яки «Әфраимниң тағлиқ районидики дөң».\ft*\f*