\id JHN \ide UTF-8 \h Юһанна \toc1 Юһанна \toc2 Юһанна \toc3 Юһ. \mt1 Юһанна \c 1 \s1 «Йуһанна баян қилған хуш хәвәр» •••• Әйса Мәсиһниң әйни салаһийити — «Худаниң Калами»дур \m \v 1 Муқәддәмдә «Калам» бар еди; Калам Худа билән биллә еди һәм Калам Худа еди.\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Муқәддәмдә»\+bd* — башқа бир ипадилиниши «һәммидин бурун» («аләм яритилиштин бурунла») Калам (аллиқачан) бар еди». \+bd «Калам»\+bd* — «сөз», шундақла «Худаниң сөзи» дегән мәнидә болуп, Әйсаниң бир намидур; көрситидиған мәнаси интайин чоңқурдур. «қошумчә сөз»имизни көрүң. \+bd «Калам Худа билән биллә еди...»\+bd* — Мошу йәрдики «билән биллә» дегән грек тилида йәнә «интайин йеқин мунасивәттә», «(Худаға) қарап уни сөйидиған» дегән мәниниму пуритиду. \+bd «һәм Калам Худа еди»\+bd* — бу муһим баян каламниң Худалиқ тәбиитини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:1 \xo*\xt Пәнд. 8:22; Кол. 1:17; 1Юһа. 1:1, 2.\xt*\x* \v 2 У муқәддәмдә Худа билән биллә еди.\x + \xo 1:2 \xo*\xt Юһ. 17:5.\xt*\x* \v 3 У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс.\f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс»\+bd* — бу йәрдә көздә тутулғини Калам өзи һеч яритилған әмәс, бәлки әзәлдин Худа билән биллә мәвҗут екәнлигидур. «Яритилған» грек тилида, мошу йәрдә «барлиққа кәлтүрүлгән» «вуҗудқа кәлтүрүлгән» дегән сөз билән ипадилиниду. Шуниңдәк башқа хил ипадилиниши: — «Һәммә нәрсә униң вастиси билән болди вә болған нәрсиләрдин һеч бири униңсиз болмиди».\ft*\f* \x + \xo 1:3 \xo*\xt Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Әф. 3:9; Кол. 1:16; Ибр. 1:2.\xt*\x* \v 4 Униңда һаятлиқ бар еди вә шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди.\f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди»\+bd* — яки «шу һаятлиқ инсанларниң нури еди».\ft*\f* \x + \xo 1:4 \xo*\xt Юһ. 5:26; 8:12; 9:5; 12:46; 1Юһа. 1:5; 2:8-11; 5:11.\xt*\x* \v 5 Вә нур қараңғулуқта парлайду вә қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс.\f □ \fr 1:5 \fr*\ft \+bd «қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс»\+bd* — мошу сөз икки бислиқ сөз болуп, йәни «қараңғулуқ болса нурни һеч чүшәнгән әмәс» яки «қараңғулуқ болса нурни қобул қилған әмәс» дегәнниму билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 1:5 \xo*\xt Юһ. 3:19.\xt*\x* \m \v 6 Бир адәм Худадин кәлди. Униң исми Йәһя еди.\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «Бир адәм Худадин кәлди»\+bd* — грек тилида «Бир адәм Худадин әвәтилди». \+bd «Униң исми Йәһя еди»\+bd* — Йәһя пәйғәмбәрни көрситиду. «Йәһя» дегән исим грек тилида һәм ибраний тилида «Юһанна» — «Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқити» дегән мәнини билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 1:6 \xo*\xt Мал. 3:1; Мат. 3:1; Мар. 1:2, 4; Луқа 3:3; 7:27; Юһ. 1:33.\xt*\x* \v 7 У гувалиқ бериш үчүн, йәни һәммә инсан өзи арқилиқ ишәндүрүлсун, дәп нурға гувачи болушқа кәлгән еди. \v 8 \add Йәһяниң\add* өзи шу нур әмәс, бәлки пәқәт шу нурға гувалиқ беришкә кәлгән еди. \m \v 9 Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди.\f □ \fr 1:9 \fr*\ft \+bd «Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди»\+bd* — «келиватқан еди» дегәнни қандақ йол билән чүшәнгили болиду? Бизниңчә, бу бир җәрянни көрситиду — йәни бәлким авал Мәрйәмниң балиятқусиға пәйда болуп, туғулуп андин Йәһя пәйғәмбәрниң өзигә болған гувалиғи билән өзиниң хизмитикә кириш җәряни арқилиқ «келивататти». Башқа бир хил тәрҗимиси «Бу болса дунияға келидиған һәр бир инсанни йорутидиған һәқиқий нурдур».\ft*\f* \x + \xo 1:9 \xo*\xt Юһ. 8:12; 9:5; 12:46.\xt*\x* \v 10 У дунияда болған вә дуния у арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән болсиму, лекин дуния уни тонумиди. \x + \xo 1:10 \xo*\xt Ибр. 1:2; 11:3.\xt*\x* \v 11 У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди. \f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди»\+bd* — «өзиниңкиләр» дегәнлик аләм вә униңда бар болған нәрсиләрниң һәммисини көрситиду. Һәммиси Мәсиһниңкидур, чүнки Худа аләмниң һәммисини у арқилиқ яратқан еди, шундақла униң башқурушиға тапшурған еди. \+bd «өз хәлқи»\+bd* — Исраил хәлқи, йәни Йәһудий хәлқи, грек тилида «өзидикиләр» билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 12 Шундақтиму, у өзини қобул қилғанлар, йәни өз намиға етиқат қилғанларниң һәммисигә Худаниң пәрзәнти болуш һоқуқини ата қилди. \x + \xo 1:12 \xo*\xt Йәш. 56:5; Рим. 8:15; Гал. 3:26; 2Пет. 1:4; 1Юһа. 3:1.\xt*\x* \v 13 Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду.\f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду»\+bd* — \ft*\fp (1) «қандин ... төрәлгән әмәс» (грек тилида «қанлардин әмәс») — демәк, мәлум бир милләттин болғанлиғидин әмәс. Мәсилән, бәзи адәмләр: «Мән Худа алаһидә таллиған хәлиқ болған Йәһудийлардин (яки «каһин аилиси» қатарлиқлардин) болғачқа Худаниң пәрзәнтимән» дәп хата ойлайду («Рос.» 17:26ни көрүң). \fp*\fp (2) «әтләрдин ... төрәлгән әмәс» — бизниңчә бу ибарә инсанниң өз тиришиш-тирмишишлирини көрситиду. Мәсилән көп адәмләр: «Мән Худаниң Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қануниға әмәл қилишқа тиришип, Худаниң пәрзәнти болимән» дәп хата ойлайду. «римлиқларға»дики «кириш сөз»имиздики «әтләр» тоғрилиқ изаһатимизни көрүң. \fp*\fp (3) «инсанниң (грек тилида «әркәк инсан»ниң) хаһишидин ... төрәлгән әмәс» — демәк, һәр қандақ бир инсан (мәйли пәйғәмбәр, мәйли каһин мәйли җамаәттики бирәр әрбаб болушидин қәтъийнәзәр), башқа бир инсанни Худаниң пәрзәнти қилалмайду. Униңдин башқа, һеч ким «өз ирадиси билән» өзини Худаниң пәрзәнти қилалмайду. \fp*\fp (4) «Худадин төрилиш», йәни «қайта туғулуш» тоғрилиқ 3:1-22-айәтни көрүң.\fp*\f* \m \v 14 Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти вә биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә Оғлиниңкидур. \f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «Калам инсан болди»\+bd* — «инсан» мошу йәрдә «әт егиси» яки «тән» билән ипадилиниду. \+bd «Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти»\+bd* — грек тилида «Калам тән (әт) болди вә аримизда чедир тикти». «Чедир» дегән сөз мошу йәрдә шүбһисизки, Әйсаниң инсанларниң арисида һазир болуши Муса пәйғәмбәрниң дәвридә Худа Өзиниң «муқәддәс чедир»ида туруп, Өз хәлқи арисида һазир болғиниға охшаш екәнлигини көрситиду. \+bd «биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә оғлиниңкидур»\+bd* — «Ата» мошу йәрдә ХудаАтини көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 1:14 \xo*\xt Йәш. 7:14; Мат. 1:16; 17:2; Луқа 1:31; 2:7; Кол. 1:19; 2:9; 2Пет. 1:17.\xt*\x* \v 15 (Йәһя униңға гувалиқ берип: — Мана, мән \add силәргә\add*: «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! — дәп җар қилди) \f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болғанид»\+bd* — демисәкму, Йәһя пәйғәмбәр Әйса Мәсиһдин алтә ай бурун туғулған («Луқа» 1:26-45ни көрүң); лекин Мәсиһ «униң болғинидин илгири болған».\ft*\f* \x + \xo 1:15 \xo*\xt Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:26,30.\xt*\x* \v 16 Чүнки һәммимиз униңдики толуп ташқанлардин илтипат үстигә илтипат алдуқ.\f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «һәммимиз униңдики толуп ташқанлиридин илтипат үстигә илтипат алдуқ»\+bd* — мәнаси бәлким «униңдики толуп ташқан меһри-шәпқәт вә һәқиқәттин илтипат үстигә илтипат алдуқ» дегәнликтур. 17-айәтни көрүң. «Илтипат үстигә илтипат» дегән ибарә Мусаниң «Мис.» 33:3дә ейтқан сөзидин елинған.\ft*\f* \x + \xo 1:16 \xo*\xt Кол. 2:10.\xt*\x* \m \v 17 Чүнки Тәврат қануни Муса \add пәйғәмбәр\add* арқилиқ йәткүзүлгән еди; лекин меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди. \f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди»\+bd* — «Мәсиһ» болса пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтишичә, Худа тәрипидин әвәтилгән, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишаһни вә Қутқузғучи-Ниҗаткарни көрситиду. «Тәбирләр»ни көрүңлар.\ft*\f* \x + \xo 1:17 \xo*\xt Мис. 20:1.\xt*\x* \v 18 Худани һеч ким көрүп баққан әмәс; бирақ Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди.\f □ \fr 1:18 \fr*\ft \+bd «Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «Атиниң қучиғида турғучи, йәни Өзи бирдин-бир Худа болғучи Уни аян қилди» дейилиду. Бу икки вариянтниң әмәлийәттә чоң пәрқи йоқ (1:1-4ни көрүң. «Худаниң Оғли»да немила болмисун худалиқ тәбиити бардур.\ft*\f* \x + \xo 1:18 \xo*\xt Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 11:27; Юһ. 6:46; 1Тим. 6:16; 1Юһа. 4:12.\xt*\x* \b \m \s1 Йәһя пәйғәмбәрниң гувалиғи \r Мат. 3:1-12; Мар. 1:2-8; Луқа 3:15-17 \m \v 19 Йерусалимдики Йәһудийлар Йәһядин «Сән кимсән?» дәп сүрүштә қилишқа каһинлар билән Лавийларни униң йениға әвәткәндә, униң уларға җававән бәргән гувалиғи мундақ еди: \f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «Йерусалимдики Йәһудийлар»\+bd* — бәлким Йәһудийларниң ақсақаллири вә мөтивәрлири көрситиду. \+bd «Сән кимсән?»\+bd* — бу соалниң «Сән өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? Пәйғәмбәрмусән яки Худа әвәтидиған Мәсиһ-қутқузғучимусән» дегәндәк ички мәнаси бар еди. Лекин улар униң бәргән җававиға ишинишкә тәйяр әмәс еди. Мәсилән, «Мат.» 21:25-27ни көрүң. \+bd «каһинлар билән Лавийлар»\+bd* — «каһинлар» ибадәтханида қурбанлиқ хизмитини қилғучилар еди; «Лавийлар» («Лавий» қәбилисидин болғанлар) каһинларға Ярдәмчи рольда еди. «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:19 \xo*\xt Юһ. 5:33.\xt*\x* \m \v 20 У етирап қилип, һеч иккиләнмәй: — «Мән Мәсиһ әмәсмән» — дәп ениқ етирап қилди.\f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «У етирап қилип, һеч иккиләнмәй... дәп ениқ етирап қилди»\+bd* — «һеч иккиләнмәй» грек тилида «инкар қилмай» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:20 \xo*\xt Юһ. 3:28; Рос. 13:25.\xt*\x* \m \v 21 Улар униңдин: \m — Ундақта өзүң ким болисән? Иляс \add пәйғәмбәр\add*мусән? — дәп сориди. \m — Яқ, мән у әмәсмән, — деди у. \m — Әмисә, сән һелиқи пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар. \m У йәнә: — Яқ! — деди.\f □ \fr 1:21 \fr*\ft \+bd «сән һелиқи пәйғәмбәрмусән?»\+bd* — бу соал Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан, өзиниң орнини басидиған, шундақла өзидин жуқури турған пәйғәмбәрни көрситиду («Қан.» 18:15-22). Әмәлийәттә болса, Мусаниң «шу пәйғәмбәр» тоғрилиқ бешарити Мәсиһниң өзидә әмәлгә ашурулди.\ft*\f* \m \v 22 Шуңа улар униңдин: \m — Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә җавап беришимиз үчүн, \add бизгә ейтқин\add*, өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сориди. \m \v 23 Йәһя мундақ җавап бәрди: \m — Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!\f □ \fr 1:23 \fr*\ft \+bd «Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!»\+bd* — Йәшая өз китавидики 40:3-айәттә баян қилған «Пәрвәрдигарниң йоли» яки «Рәбниң йоли» болса, Қутқузғучи-Мәсиһниң йолини көрситиду. Демәк, Йәһяниң хизмити Рәб Әйса үчүн товва қилидиған хәлиқни тәйярлаштин ибарәт еди. У һәтта кәмтәрлик билән өзи тоғрилиқ «Мән пәйғәмбәр» демәйду, «Мән наһайити бир авазмән, халас» дәйду.\ft*\f* \x + \xo 1:23 \xo*\xt Йәш. 40:3; Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4.\xt*\x* \m \v 24-25 Әнди \add Йерусалимдин\add* әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди. Улар йәнә Йәһядин: \m — Сән я Мәсиһ, я Иляс яки һелиқи пәйғәмбәр болмисаң, немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән? — дәп сориди.\f □ \fr 1:24-25 \fr*\ft \+bd «Йерусалимдин әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди»\+bd* — «Пәрисийләр» Йәһудий диниға тәвә болған, Тәврат түзүмлиригә қаттиқ риайә қилишқа тиришидиған мәзһәптики кишиләр. \+bd «немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән?»\+bd* — Йәһудий хәлқиниң арисидики «Раббилар» (устазлар) хелә бурун мундақ бир адәт бекиткәнки, әгәр башқа милләтләр («ят әлләр»)дин болғанлар «Тәврат-Зебур етиқати»ни қобул қилай десә, авал хәтнә қилиниши, андин бир хил «суға чөмүлдүрүш» қобул қилиши керәк еди. Лекин һазир «суға чөмүлдүрүш» қобул қилиши керәк болғанлар бутпәрәс «ят әлләр» әмәс, бәлки өзлири қобул қилиши керәк! \ft*\fp Йәһя пәйғәмбәр жүргүзгән «суға чөмүлдүрүш» кишиләрниң өз гуналириға болған иқрар-товисини, шундақла Қутқузғучи-Мәсиһниң келишигә болған етиқатини ипадиләш йоли еди (мәсилән, «Мат.» 3:2-12ни көрүң).\fp*\f* \x + \xo 1:24-25 \xo*\xt Қан. 18:18.\xt*\x* \m \v 26 Йәһя уларға мундақ дәп җавап бәрди: \m — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда турғучи силәр тонумиған бириси бар; \x + \xo 1:26 \xo*\xt Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Рос. 1:5; 11:16; 19:4.\xt*\x* \v 27 у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! \m \v 28 Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни \add суға\add* чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди. \b \m \s1 Худаниң қозиси \m \v 29 Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: \m — Мана, пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси! \f □ \fr 1:29 \fr*\ft \+bd «пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған...»\+bd* — грек тилида «пүткүл дунияниң гунайини елип ташлайдиған ...». \+bd «пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!»\+bd* — Тәвраттики қурбанлиқлар Мәсиһ билән ахирлишиду, чүнки у әң ахирқи «қурбанлиқ қоза»дур. Бу тоғрилиқ «Яр.» 22:7-8, «Мис.» 12:1-3, «Йәш.» 53:7 вә Тәвраттики башқа йәрләрдә бешарәт берилгән.\ft*\f* \x + \xo 1:29 \xo*\xt Йәш. 53:5, 7; Юһ. 1:36.\xt*\x* \v 30 Мана, мән \add силәргә\add*: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! \f □ \fr 1:30 \fr*\ft \+bd «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди»\+bd* — демисәкму, Йәһя пәйғәмбәр Әйса Мәсиһдин алтә ай бурун туғулған («Луқа» 1:26-45ни көрүң); лекин Мәсиһ «униң болғинидин илгири болған».\ft*\f* \v 31 Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим. \m \v 32 Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди: \m — Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм. \f □ \fr 1:32 \fr*\ft \+bd «Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.\ft*\f* \x + \xo 1:32 \xo*\xt Мат. 3:16; Мар. 1:10; Луқа 3:22.\xt*\x* \v 33 Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди. \f □ \fr 1:33 \fr*\ft \+bd мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи\+bd* — «Йәһяни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи» — Худадур. \+bd «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң,...»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. \+bd «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!»\+bd* — Йәһяниң мошу гувалиғи Мәсиһни көрстиду; чүнки Мәсиһ Муқәддәс Роһини төкүши билән ниҗат елип келидиған «йеңи әһдә»ни түзгүчидур («Йәр.» 31:31-34, «Әз.» 36:25-27, «Йәш.» 32:15-20 вә башқилар).\ft*\f* \v 34 Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим!\f □ \fr 1:34 \fr*\ft \+bd «Худаниң Оғли»\+bd* — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. «Тәбирләр»ниму көрүң. \ft*\fp «Худаниң Оғли» бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Худаниң таллиғини» дейилиду.\fp*\f* \b \m \s1 Әйсаниң дәсләпки мухлислири \m \v 35 Әтиси, Йәһя икки мухлиси билән йәнә шу йәрдә туратти. \v 36 У \add у йәрдин\add* меңип кетиватқан Әйсани көрүп: \m — Қараңлар! Худаниң қозиси! — деди.\x + \xo 1:36 \xo*\xt Йәш. 53:7; Юһ. 1:29; Рос. 8:32\xt*\x* \v 37 Униң бу сөзини аңлиған икки мухлис Әйсаниң кәйнидин меңишти. \v 38 Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқинини көрүп улардин: \m — Немә издәйсиләр? — дәп сориди. \m Улар: \m — Рабби (бу \add ибранийчә сөз болуп\add*, «устаз» дегән мәнидә), қәйәрдә турисән? — деди. \m \v 39 — Берип көрүңлар, — деди у. Шуниң билән, улар берип униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди вә у күни униң билән биллә турди (бу вақит шу күнниң онинчи саити еди).\f □ \fr 1:39 \fr*\ft \+bd «онинчи саат»\+bd* — Юһанна баянида «Рим вақти»ни ишлитиду (буниңға испат бар). Шуңа бу вақит әтигән саат он болса керәк.\ft*\f* \m \v 40 Йәһя \add пәйғәмбәрниң\add* жуқуриқи сөзини аңлап, Әйсаниң кәйнидин маңған иккиләнниң бири Симон Петрусниң иниси Андрияс еди. \v 41 Андрияс авал өз акиси Симонни тепип, униңға: \m — Биз «Мәсиһ»ни таптуқ! — деди («Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп тәрҗимә қилиниду) \f □ \fr 1:41 \fr*\ft \+bd ««Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «христос» дәп тәрҗимә қилиниду»\+bd* — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәрвәқә грек тилида «мәсиһ қилинған», «май сүрүлгән» дегән мәнидә. Кейин, дунияви етиқатчи җамаәтниң бәзлири Әйсани «Әйса Мәсиһ», башқа бәзилири (грек тилидики тәләппузға әгишип) «Йәйсус Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәйду. Йәһудий етиқатичлар: «Йәшуа Мешияһ» дәйду.\ft*\f* \v 42 вә акисини Әйсаниң алдиға елип барди. Әйса униңға қарап: \m Сән Юнусниң оғли Симон; буниңдин кейин «Кифас» дәп атилисән, — деди (мәниси «таш»тур).\f □ \fr 1:42 \fr*\ft \+bd «Сән Юнусниң оғли Симон»\+bd* — «Юнус» грек тилида «Йонаһ». Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» шәклидә көрүлиду. \+bd «кейин «Кифас» дәп атилисән»\+bd* — «Кифас» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Петрус» дәп тәрҗимә қилиниду; лекин «Кифас» ибраний тилида һәр түрлүк ташни билдүриду, «Петрос» грек тилида һәр хил кичик ташни билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 1:42 \xo*\xt Мат. 16:18.\xt*\x* \b \m \s1 Филип вә Натанийәлниң чақиртилиши \m \v 43 Әтиси, Әйса Галилийә өлкисигә йол алмақчи еди. У Филипни тепип, униңға: \m — Маңа әгишип маң! — деди \v 44 (Филип Бәйт-Саидалиқ болуп, Андрияс билән Петрусниң жутдиши еди). \x + \xo 1:44 \xo*\xt Юһ. 12:21.\xt*\x* \v 45 Филип Натанийәлни тепип, униңға: \m — Муса пәйғәмбәр Тәвратта вә башқа пәйғәмбәрләрму \add язмилирида\add* бешарәт қилип язған затни таптуқ. У болса Йүсүпниң оғли Насарәтлик Әйса екән! — деди.\f □ \fr 1:45 \fr*\ft \+bd «Филип Натанийәлни тепип,...»\+bd* — «Натанийәл» Инҗилдики башқа баянларда «Бартоломай» (Толмайниң оғли) дәп елиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:45 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:18; 2Сам. 7:12; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10, 11; 53:1-12; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; Дан. 9:24; Зәк. 6:12; 9:9.\xt*\x* \m \v 46 Бирақ Натанийәл: \m — Насарәт дегән җайдин яхши бир немә чиқамду?! — деди. \m Келип көрүп бақ! — деди Филип. \m \v 47 Әйса Натанийәлниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: \m — Мана, ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир Исраиллиқ! — деди. \m \v 48 Натанийәл: — Мени қәйеримдин билдиң? — дәп сориди. \m Әйса униңға җавап берип: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — деди. \m \v 49 Натанийәл җававән: — Устаз, сән Худаниң Оғли, Исраилниң Падишасисән! — деди.\f □ \fr 1:49 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — грек тилида «рабби».\ft*\f* \m \v 50 Әйса униңға җававән: \m — Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән! — деди \v 51 вә йәнә: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ силәргә ейтип қояйки, силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр! — деди.\f □ \fr 1:51 \fr*\ft \+bd «Инсаноғли»\+bd* — Муқәддәс язмиларда (Тәвратта) «Инсаноғли» дегән ибарә алдин-ала ейтилған, дунияни қутқузузқа келидиған «Мәсиһ»ни көрсәткән еди (мәсилән, «Дан.» 7:13-14). Тәврат-Зәбур бойичә, бу Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән әрштин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Униңдин муһими, бизниңчә, Әйса Мәсиһниң бу намни өзи һәққидә көп ишлитиши өзиниң толуқ инсан екәнлигини, инсанийәт билән бир екәнлигини тәкитләш үчүн еди. Чүнки әрш тәрипидин ейтқанда әҗайип иш шуки, гәрчә у әзәлдин «Худаниң Оғли» болған болсиму, у һазир йәнә «инсанниң оғли»му еди. «Тәбирләр»ни көрүң. \+bd «силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр!»\+bd* — мошу йәрдә бизниңчә Мәсиһ «Яр.» 28:12ни көздә тутиду. Һәзрити Яқуп аламәтлик бир чүшни көргән. Чүштә у йәр үстидә туруп асманға йетидиған бир пәләмпәйни көргән, пәриштиләр униң үстидин «чиқип-чүшүп туратти». Демәк, Әйса Мәсиһ өзи дәл шу «асманға йетидиған пәләмпәй»дур.\ft*\f* \x + \xo 1:51 \xo*\xt Яр. 28:12.\xt*\x* \b \b \m \c 2 \s1 Кана йезисидики той зияпити \m \v 1 Үчинчи күни, Галилийәдики Кана йезисида бир той болди. Әйсаниң аниси \add Мәрйәм\add* у йәрдә еди \v 2 һәм Әйса вә униң мухлислириму тойға тәклип қилинған еди. \m \v 3 Тойда шарап түгәп қалғанда, Әйсаниң аниси униңға: \m — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.\f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «Уларниң шараплири түгәп қапту»\+bd* — мошундақ иш той егисини чоңқур хиҗаләткә қоюпла қалмай, гаһи әһвалларда қиз тәрәптикиләр жигит тәрәптикиләрниң үстидин дәва қилиши мүмкин еди.\ft*\f* \m \v 4 Әйса униңға: — Ханим, мениң сән билән немә карим? Мениң вақти-саитим техи кәлмиди, — деди.\f □ \fr 2:4 \fr*\ft \+bd «Ханим, мениң сән билән немә карим?»\+bd* — Мәсиһниң бу сөзи бизни һәйран қалдуруши мүмкин. Немишкә Әйса өз анисиға шундақ гәп қилиду? \ft*\fp Мәрйәм өз оғлиниң Мәсиһ екәнлигини биләтти. Лекин у бәлким: «Бу мениң оғлум, мән униң аниси, чоқум мениң тәливимни орунлиши керәк» дәп ойлиши мүмкин еди. Лекин Худаниң падишалиғи ичидә бизниң Худаниң мәлум адими билән болған бирәр «җисманий мунасивәт»ниң һеч қандақ инавити йоқтур; пәқәт Худаниң Мәсиһдә болған меһри-шәпқитигә иман-ишәш бағлисақ, андин униңдин бирәр нәрсә тәләп қилишқа болиду. Мәрйәмниң хапа болмаслиғи вә 5-айәттики иманлиқ сөзләрни ейтиши униң бу муһим нуқтини убдан чүшинип йәткәнлигини испатлайду. \+bd «Мениң вақти-саитим техи кәлмиди»\+bd* — «мениң вақти-саитим» дегән ибарә адәттә Мәсиһниң өлүми, тирилиши вә асманға көтирилишини көрситиду. Көздә тутулғини Әйсаниң бу ишлар арқилиқ «улуқландурулуши»дур — 12:23, 27, 28, 31ни көрүң. Шуңа мошу йәрдә бәлким «мән ашкарә қилинидиған вақит техи кәлмиди» дегәндәк мәнидә болуши мүмкин. «Юһ.» 4:21, 23, 5:25, 28, 29, 7:30, 8:20, 12:23, 27, 28, 31, 13:31, 16:26, 17:1ни көрүң.\fp*\f* \m \v 5 Аниси чакарларға: \m — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди. \m \v 6 Әнди шу йәрдә Йәһудийларниң таһарәт адити бойичә ишлитилидиған, һәр биригә икки-үч туңдин су сиғидиған алтә таш күп қоюлған еди.\f □ \fr 2:6 \fr*\ft \+bd «икки-үч туң»\+bd* — грек тилида «икки-үч «метрет»». Һәр бир күпкә 100-80 литр су сиғиду, җәмий 720-480 литр су бар еди.\ft*\f* \m \v 7 Әйса чакарларға: \m — Күпләргә су толдуруңлар, — деди. \m Улар күпләрни ағзиғичә толдурушти. \v 8 Андин у уларға йәнә: \m — Әнди буниңдин усуп той башқурғучиға бериңлар, — деди. \m Улар уни апирип бәрди. \m \v 9 Той башқурғучи шарапқа айландурулған судин тетип көргәндә (у униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуған чакарлар биләтти) той башқурғучи тойи болуватқан жигитни чақирип, \v 10 униңға: \m — Һәр бир \add той қилғучи\add* яхши шарапни тойниң бешида қуйиду, андин меһманлар қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Әҗәба, сән яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди. \m \v 11 Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп, Галилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди. \f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп,...»\+bd* — «Юһанна»да алаһидә хатириләнгән «мөҗизилик аламәт» яки «мөҗизилик бәлгү»ләр җәмий йәттә болуп, һәр бири Әйса Мәсиһниң һәқиқий салаһийитидин бир тәрипини көрситидиған мөҗизидур. \+bd «Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди»\+bd* — «униң мухлислири униңға етиқат қилди» дейилгини билән, кейинки нурғун ишлар мухлисларниң бу етиқатиниң муқим әмәс, бәлки интайин назук екәнлигини испатлайду, әлвәттә.\ft*\f* \v 12 Бу иштин кейин у, аниси, инилири вә мухлислири билән Кәпәрнаһум шәһиригә чүшүп, у йәрдә бир нәччә күн турди. \b \m \s1 Сода-сетиқ қилғучиларниң ибадәтханидин қоғлиниши \r Мат. 21:12-13; Мар. 11:15-17; Луқа 19:45-46 \m \v 13 Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға йеқин қалғанда, Әйса Йерусалимға барди. \f □ \fr 2:13 \fr*\ft \+bd «өтүп кетиш һейти»\+bd* — («пасха» һейти) — бу Йәһудийларниң Муса пәйғәмбәрниң йетәклиши арқилиқ өзлириниң Мисирдики қуллуқ һаятидин қутулған күнини хатириләш һейти болуп, әйни вақитта Йәһудий әрләрниң һәммиси Йерусалимға берип, ибадәтханида қурбанлиқлирини союп, һейтни шу йәрдә өткүзүши керәк еди. «Мис.» 12-бапни көрүң.\ft*\f* \v 14 У ибадәтхана \add һойлилирида\add* кала, қой вә кәптәр-пахтәк сатқучиларни һәм у йәрдә олтарған пул тегишкүчиләрни көрди. \f □ \fr 2:14 \fr*\ft \+bd «ибадәтхана»\+bd* — пәқәт Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханини көрситиду. Бу ибадәтханини Сулайман падиша биринчи болуп миладийәдин илгәрки 950-жили қурған еди; андин Йәһудийлар Парс империйәси тәрипидин сүргүн болушидин қайтип кәлгәндә, йәни миладийәдин илгәрки 520-жили қайта қурған еди. Бу ибадәтханини Һерод падиша бурунқидинму һәйвәтлик қилип қуруп чиққан еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу ибадәтханидила қурбанлиқ қилишқа болатти. \+bd «кала, қой вә кәптәр-пахтәк»\+bd* — буларни қурбанлиқлар үчүн сататти.\ft*\f* \x + \xo 2:14 \xo*\xt Мат. 21:12; Мар. 11:15; Луқа 19:45.\xt*\x* \v 15 У танидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң пуллирини чечип, ширәлирини өрүвәтти \v 16 вә пахтәк-кәптәр сатқучиларға: \m — Бу нәрсиләрни бу йәрдин елип кетиш! Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма! — деди.\f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма!»\+bd* — «Зәк.» 14:20-21ни көрүң.\ft*\f* \m \v 17 Буни көргән мухлислири \add Зәбурда\add* мундақ пүтүлгинини есигә елишти: \b \m «Сениң \add муқәддәс\add* өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!».\f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «сениң муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!»\+bd* — «Зәб.» 68:10ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt Зәб. 68:10\xt*\x* \b \m \v 18 Шуниң билән Йәһудийлар у ишларға инкас билдүрүп униңдин: \m — Бундақ ишларни қилған екәнсән, қени, бизгә немә мөҗизилик аламәтни көрситип берисән?! — дәп сориди.\x + \xo 2:18 \xo*\xt Мат. 12:38; 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; Юһ. 6:30.\xt*\x* \m \v 19 Әйса уларға җавап берип: \m — Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән, — деди.\f □ \fr 2:19 \fr*\ft \+bd «Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән»\+bd* — Әйса ейтқан бу аламәт у кейин ейтқан «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән аламәт-карамәт»кә охшаш болуп, өзиниң өлүми вә тирилишини көрситиду (мәсилән, «Мат.» 12:39ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 2:19 \xo*\xt Мат. 26:61; 27:40; Мар. 14:58; 15:29.\xt*\x* \m \v 20 Шуниң билән бу Йәһудийлар йәнә униңға: \m — Бу ибадәтханини ясаватқили һазирғичә қириқ алтә жил болған турса, сән уни қандақсигә үч күндила қуруп чиқалайсән?! — деди. \v 21 Һалбуки, униң «ибадәтхана» дегини униң өз тенини көрсәткән еди. \v 22 Шуңа, у өлүмдин тирилгәндин кейин, мухлислири униң бу дегинини есигә алди вә шундақла муқәддәс язмилардики бу һәқтики бешарәткә һәмдә Әйсаниң ейтқан сөзигә ишәнди.\x + \xo 2:22 \xo*\xt Луқа 24:8.\xt*\x* \m \v 23 Өтүп кетиш һейтида, нурғун кишиләр униң Йерусалимда көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көргән болуп, униң намиға етиқат қилишти. \v 24 Лекин Әйса пүткүл инсанларниң \add қәлбиниң\add* қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти. \f □ \fr 2:24 \fr*\ft \+bd «Лекин Әйса пүткүл инсанларниң қәлбиниң қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти»\+bd* — бу баяндин «хуш хәвәр»дики ахирқи мәхсәтни көргили болиду. Әйса Мәсиһ инсанларға бәхит-бәрикәт әмәс, бәлки \+bd өзини\+bd* ата қилишни яки «тапшуруш»ни халайду. Лекин инсан өзи түптин өзгәртилмисә, техи кона гунайий тәбиәттә болса, «өзини тапшуруш» қәтъий мүмкин болмайтти. Һәр бир инсан роһта «қайта туғулуши» керәк — бу 3-бапниң чоң темисидур.\ft*\f* \v 25 Инсан тоғрилиқ һеч кимниң униңға гувалиқ беришиниң һаҗити йоқ еди; чүнки у инсанларниң қәлбидә немә бар екәнлигини өзи биләтти.\x + \xo 2:25 \xo*\xt 1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; Зәб. 7:10; 102:14; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Юһ. 6:64.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \s1 Қайтидин төрилиш \m \v 1 Йәһудийлар \add кеңәшмисиниң\add* Пәрисийләрдин болған Никодим исимлиқ бир йолбашчиси бар еди. \v 2 Бу адәм бир кечиси Әйсаниң алдиға келип: \m — Устаз, сениң Худадин кәлгән тәлим бәргүчи екәнлигиңни билимиз. Чүнки Худа униң билән биллә болмиса, һеч кимниң сән көрсәткән бу мөҗизилик аламәтләрни көрситиши қәтъий мүмкин әмәс, — деди.\f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — Ибраний тилида «Рабби», «устаз» дегән мәнидә.\ft*\f* \x + \xo 3:2 \xo*\xt Юһ. 7:50; 9:16, 33; 19:39; Рос. 10:38.\xt*\x* \m \v 3 Әйса униңға җававән: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һеч ким жуқуридин туғулмиғичә, Худаниң падишалиғини көрәлмәс! — деди.\f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «һеч ким жуқуридин туғулмиғичә, Худаниң падишалиғини көрәлмәс!»\+bd* — «жуқуридин» дегән сөз грек тилида йәнә «қайтидин» дегәнниму билдүриду вә шүбһисизки, мошу йәрдә \+bd бу икки мәнини өз ичигә алиду\+bd*.\ft*\f* \m \v 4 Никодим: \m — Адәм қериғинида қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға қайта кирип туғулуши мүмкинму?! — дәп сориди. \m \v 5 Әйса мундақ җавап бәрди: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һәм судин, һәм Роһтин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң падишалиғиға кирәлмәс!\x + \xo 3:5 \xo*\xt Тит. 3:5.\xt*\x* \v 6 Әттин туғулған болса әттур; роһтин туғулған болса роһтур.\x + \xo 3:6 \xo*\xt Рим. 8:5.\xt*\x* \v 7 Саңа: «Жуқиридин туғулушуңлар керәк» дегинимгә һәйран қалма. \v 8 Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур.\f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур»\+bd* — грек тилида «шамал» вә «роһ» бирла сөз билән ипадилиниду. \ft*\fp Әйсаниң бу айәттики күчлүк сөзлирини «қошумчә сөз»имиздә бир-бирләп шәрһләймиз.\fp*\f* \m \v 9 Никодим йәнә җававән Әйсаға: \m — Бу ишлар қандақму мүмкин болар? — деди. \m \v 10 Әйса униңға җававән мундақ деди: \m — «Сән Исраилниң өлимаси туруп, буниму билмәмсән? \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Сән Исраилниң өлимаси»\+bd* — бу сөз бәлким Никодимниң Исраил ичидә сәвийиси әң жуқури Тәврат устази екәнлигини көрситиши мүмкин.\ft*\f* \v 11 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр. \f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр»\+bd* — немишкә Әйса Никодимға шунчә еғир тәнбиһ бериду? Униң бу баянидин икки муһим соал чиқиду: «биз» ким?, «силәр» ким? Булар тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 3:11 \xo*\xt Юһ. 3:32; 7:16; 8:28; 12:49; 14:24.\xt*\x* \v 12 Силәргә зиминдики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, әрштики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр? \v 13 Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди. \f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «өзи әрштә болуп» дегән сөз тепилмайду.\ft*\f* \x + \xo 3:13 \xo*\xt Юһ. 6:62; Әф. 4:9.\xt*\x* \v 14 Муса чөлдә \add туч\add* иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк. \f □ \fr 3:14 \fr*\ft \+bd «Муса чөлдә \+bd*\+bdit туч\+bdit* иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк» — оқурмәнләр тилға елинған бу вақиәниң тәпсилатлирини «Чөл.» 21:4-9дә тапалайду. Исраиллар гуна садир қилғанда, Худа уларға тәрбийә бериш үчүн арисиға иланларни әвәткән. Иланлар нурғун адәмләрни чаққан, Муса Худаниң йолйоруғи билән тучтин бир илан ясап, уни һасиға бекитип, һасини егиз көтирип Исраилниң баргаһини айлинип маңған. Иланларниң зәһиридин өләй дәп қалғанлар әгәр иман билән шу туч иланға қариса сақайған. \ft*\fp Бу вақиә Әйсаниң кресттә көтүрүлүшигә бешарәт болиду. Гунаһидин өләй дегәнләр Әйсаға иман билән қариса (Әйса биз үчүн гунаһниң өзи қилинған, 2Кор. 5:21) гунаһтин сақайтилиду — демәк, мәңгүлүк һаятқа еришиду.\fp*\f* \x + \xo 3:14 \xo*\xt Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 8:28; 12:32.\xt*\x* \v 15 Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду».\f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду»\+bd* — Бу кимниң сөзи? Мәсиһниң сөзлири бәлким 15-айәттә тохтайду. 16-21-айәтләрни расул Юһанна Муқәддәс Роһниң түрткә-йолйоруғи билән язған, дәп ишинимиз.\ft*\f* \x + \xo 3:15 \xo*\xt Юһ. 3:15.\xt*\x* \m \v 16 Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйидуки, Өзиниң бирдин-бир йеганә Оғлини пида болушқа бәрди. Мәхсити, униңға етиқат қилған һәр бириниң һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүндур. \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «шу қәдәр сөйидуки,...»\+bd* — грек тилида йәнә «шу йол билән сөйидуки,...» дегән мәниниму билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 3:16 \xo*\xt Юһ. 3:36; Луқа 19:10; Рим. 5:8; 8:31; 1Юһа. 4:9; 5:10.\xt*\x* \v 17 Худа Оғлини дуниядики инсанларни гунаға бекитиш үчүн әмәс, бәлки уларниң у арқилиқ қутқузулуши үчүн дунияға әвәтти. \x + \xo 3:17 \xo*\xt Луқа 9:56; Юһ. 9:39; 12:47; 1Юһа. 4:14.\xt*\x* \v 18 Кимки униңға етиқат қилғучи болса, гунаға бекитилмәйду; лекин етиқат қилмиғучи болса аллиқачан гунаға бекитилгәндур; чүнки у Худаниң йәккә-йеганә Оғлиниң намиға етиқат қилмиған. \x + \xo 3:18 \xo*\xt Юһ. 5:24; 6:40,47; 20:31.\xt*\x* \v 19 Вә гунаға бекитиш сәвәви мана шуки, нур дунияға кәлгән болсиму, инсанлар нурни әмәс, бәлки қараңғулуқни яхши көрди; чүнки уларниң әмәллири рәзил еди. \x + \xo 3:19 \xo*\xt Юһ. 1:5.\xt*\x* \v 20 Чүнки рәзиллик қилғучи һәр бири нурни яман көрүп вә өзиниң қилған-әткәнлириниң ашкарә қилинмаслиғи үчүн нурға кәлмәйду; \v 21 лекин һәқиқәтни жүргүзгүчи болса, әмәллирини Худаға тайинип қилғанлиғи аян болсун дәп, нурға келиду.\f □ \fr 3:21 \fr*\ft \+bd «Худаға тайинип қилғанлиғи»\+bd* — грек тилида «Худада қилғанлиғи» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 3:21 \xo*\xt Әф. 5:8,13.\xt*\x* \b \m \s1 Йәһя пәйғәмбәр йәнә гувалиқ бериду \m \v 22 Бу ишлардин кейин, Әйса мухлислири билән Йәһудийә зиминиға барди; у у йәрдә улар билән биллә туруп, кишиләрни чөмүлдүрди. \x + \xo 3:22 \xo*\xt Юһ. 4:1.\xt*\x* \v 23 Шу чағда Йәһя \add пәйғәмбәрму\add* Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә кишиләрни чөмүлдүрүвататти. Чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип, чөмүлдүрүшни қобул қилишатти \x + \xo 3:23 \xo*\xt Мат. 3:6; Мар. 1:5; Луқа 3:7.\xt*\x* \v 24 (чүнки шу чағда Йәһя техи зинданға ташланмиған еди).\x + \xo 3:24 \xo*\xt Мат. 14:3.\xt*\x* \m \v 25 \add шу вақитларда\add* Йәһяниң мухлислири бир Йәһудий киши билән таһарәт қаидилири тоғрисида бәс-муназирә қилишип қалди. \v 26 Андин мухлислар Йәһяниң йениға келип: \m — Устаз, Иордан дәриясиниң у қетида сән билән биргә болған, өзүң \add тәрипләп\add* гувалиқ бәргән һелиқи киши мана һазир өзи кишиләрни чөмүлдүрүватиду, вә һәммә адәм униң йениға кетишиватиду, — деди.\f □ \fr 3:26 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — Грек тилида «рабби». \+bd «... өзүң тәрипләп гувалиқ бәргән һелиқи киши мана һазир өзи кишиләрни чөмүлдүрүватиду, вә һәммә адәм униң йениға кетишиватиду»\+bd* — немишкә Йәһяниң мухлислири шу Йәһудий киши билән бәс-муназирә қилип (25-айәт) бу соални туғдурған? Йәһя болса Тәврат дәвридики әң ахирқи, шундақла әң улуқ пәйғәмбәр һесаплиниду. Йәһя шу салаһийитидә Тәврат («кона әһдә»)тики таһарәт ишлирини техичә сақлап кәлгән еди. Лекин Мәсиһ «ички тазилиқ»ни тәкитләйдиған тәлими билән «йеңи әһдә»ни тонуштуруватқан еди. Шуниң билән шу бәс-муназиридә Йәһяниң тәлимлири вә Әйсаниң тәлимлири оттурисидики пәриқләр түгиши мүмкин еди. Йәһяниң мухлислириниң «хәлиқ «Сәндин ваз кечип, бу «йеңи адәм»ниң қешиға бариду» дейишниң мәхсити Йәһяниң инавәт-абройини қоғдаш еди, әлвәттә. Лекин Йәһяниң (27-31-айәттики) җавави «Бундақ ойлап кетишниң һаҗити йоқ, әксичә хошал болушимиз лазим» еди.\ft*\f* \x + \xo 3:26 \xo*\xt Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:15, 26, 34.\xt*\x* \m \v 27 Йәһя мундақ җавап бәрди: \m — Әгәр униңға әрштин ата қилинмиған болса, инсан һеч нәрсигә егә болалмайду. \v 28 Мениң силәргә: «Мән Мәсиһ әмәс, пәқәт униң алдида әвәтилгәнмән» дегинимгә өзүңлар гувачисиләр. \x + \xo 3:28 \xo*\xt Мал. 3:1; Мат. 11:10; Мар. 1:2; Луқа 1:17; 7:27; Юһ. 1:20, 21, 23.\xt*\x* \v 29 Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду. \f □ \fr 3:29 \fr*\ft \+bd «Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду»\+bd* — мошу сөзләр билән Йәһя пөйғәмбәр Әйса Мәсиһни той жигитигә охшитиду вә: Өзүм болсам пәқәт той жигитиниң қолдишимән, халас, дәйду.\ft*\f* \v 30 Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур.\f □ \fr 3:30 \fr*\ft \+bd «Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур»\+bd* — Йәһяниң сөзлири мошу йәрдә түгәйду, 31-36-айәтләрни расул Юһанна Муқәддәс Роһниң түрткә-йолйоруғи билән язған, дегән пикиргә майилмиз. Бәзи алимлар 32-34- яки 32-36-айәтләрниму Йәһя пәйғәмбәрниң сөзлири, дәп қарайду.\ft*\f* \m \v 31 Үстүндин кәлгүчи һәммидин үстүндур. Зиминдин кәлгүчи зиминға тәвә болуп зиминдики ишларни сөзләйду. Әрштин кәлгүчи һәммидин үстүндур; \x + \xo 3:31 \xo*\xt Юһ. 8:23.\xt*\x* \v 32 өзиниң \add әрштә\add* көргән вә аңлиғанлири болса, у булар тоғрилиқ гувалиқ бериду; бирақ һеч ким униң гувалиқини қобул қилмайду. \x + \xo 3:32 \xo*\xt Юһ. 5:30; 8:26; 12:49; 14:10; 1Юһа. 5:10.\xt*\x* \v 33 \add Һалбуки\add*, кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду . \f □ \fr 3:33 \fr*\ft \+bd «Кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду»\+bd* — «Худа һәқ» дегән сөздә көздә тутулғини немә? Шүбһисизки, Худаниң әслидә Қутқузғучи-Мәсиһ әвәтимән, дәп бәргән нурғун вәдилири һазир Әйсада толуқ әмәлгә ашурулған, дегәнлик болиду. \ft*\fp «Мөһүрини басқан» — биринчидин, башқиларға «Худа һәқтур» дәп ениқ гувалиқ беридиған вә иккинчидин, Худаниң гувалиқини қобул қилғучи өз һаятида шу гувалиқни тәстиқлайдиған Худаниң Роһиниң испатини көриду, шуңа «Худа һәқ» дәп техиму күчлүк гувачи болиду.\fp*\f* \x + \xo 3:33 \xo*\xt Рим. 3:4.\xt*\x* \v 34 Чүнки Худа әвәткини Худаниң сөзлирини сөзләйду; чүнки Худа Роһни \add униңға\add* өлчәм билән кәмләп бәрмәс. \f □ \fr 3:34 \fr*\ft \+bd «...чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. Демәк, Худа пәйғәмбәрлиригә Өз Роһидин «өлчәм билән кәмләп» ата қилғини билән, Мәсиһгә болса өлчимәй бәрмәктә. \ft*\fp Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа Роһни өлчәм билән кәмләп бәрмәс» — демәк, Инҗил дәвридә Худа Мәсиһ арқилиқ Муқәддәс Роһини һәммә етиқатчиға өлчимәй ата қилиду.\fp*\f* \x + \xo 3:34 \xo*\xt Әф. 4:7.\xt*\x* \v 35 Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур. \f □ \fr 3:35 \fr*\ft \+bd «Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур»\+bd* — «Ата» мошу йәрдә Худани көрситиду; «Оғул» болса — Худаниң Өз Оғли, әлвәттә. «Юһанна»да «Оғул» көп ишлитилиду; чүнки Худаниң Оғли бирдин-бирдур.\ft*\f* \x + \xo 3:35 \xo*\xt Мат. 11:27; 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 5:22; 17:2; Ибр. 2:8.\xt*\x* \v 36 Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду.\x + \xo 3:36 \xo*\xt Юһ. 3:36; 6:47; 1Юһа. 5:10.\xt*\x* \b \b \m \c 4 \s1 Әйса билән Самарийәлик аял \m \v 1 Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейин\x + \xo 4:1 \xo*\xt Юһ. 3:26.\xt*\x* \v 2 (әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти) \v 3 у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти. \v 4 Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.\f □ \fr 4:4 \fr*\ft \+bd «у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди»\+bd* — Йәһудийлар Самарийәликләргә өч болғачқа, улар Йәһудийәдин Галилийәгә маңғанда, Самарийәдин әмәс, дайим Иордан дәриясини бойлап маңатти. Шуңа «Самарийә өлкисидин өтүши керәк» дегән сөз мошу йәрдә Әйсаниң бу йол билән меңиши Худаниң ирадиси екәнлигини билгәнлигини аян қилиду.\ft*\f* \v 5 Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.\x + \xo 4:5 \xo*\xt Яр. 33:19; 48:22; Йә. 24:32.\xt*\x* \v 6 Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.\f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «Яқупниң қудуғи»\+bd* — грек тилида «Яқупниң булиқи». У йәр астидики булақ болғачқа, «қудуқ» еди. \+bd «Бу тәхминән алтинчи саат еди»\+bd* — яки әтигәндә саат алтидә яки чүштин кейин алтинчи сааттә (5:4дики изаһатни көрүң).\ft*\f* \v 7-8 Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: \m — Маңа ичкили су бәргин, — деди. \m \v 9 Аял униңдин: \m — Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти).\f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «...чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти»\+bd* — Йәһудийлар Самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйтти. Йәһудий хәлқи әнъәнилири бойичиму «Шу капирларға қәриздар болушқа қәтъий болмайду» дәп Самарийәликләрдин һеч немә сориматти. Униң үстигә Йәһудий әркәкләр сиртларда болғанда һеч қачан натонуш бир аял билән (һәтта бәзидә тонуш аяллар биләнму) сөзләшмәйтти. 27-айәтни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 4:9 \xo*\xt Луқа 9:52, 53; Юһ. 8:48.\xt*\x* \m \v 10 Әйса униңға җававән: \m — Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти. \m \v 11 Аял униңдин: \m — Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз? \x + \xo 4:11 \xo*\xt Йәр. 2:13.\xt*\x* \v 12 Әҗәба, бу қудуқни бизгә \add мирас\add* қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.\f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән»\+bd* — аялниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким «Қудуқ колап су тепиш асан әмәс. Пәқәт наһайити билимлик адәмләр шундақ қилалайду. Униң үстигә һәтта улуқ Яқуп өзиму мошу судин ичкән, униңдин яхши су тапалмиған. Сиз униңдин улуқсиз, Яқуп ичкән судин әвзәл сүйүң барму?!» дегәнлик болса керәк.\ft*\f* \m \v 13 Әйса униңға җававән: \m — Бу суни ичкән һәр ким йәнә уссайду. \v 14 Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди.\x + \xo 4:14 \xo*\xt Юһ. 3:16; 6:27, 35, 54; 7:38.\xt*\x* \m \v 15 Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди.\f □ \fr 4:15 \fr*\ft \+bd «Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай!»\+bd* — Аялниң тәләппузи бәлким кинайиликрәк яки гуманлиқрақ болса керәк. Бизниңчә пәқәт Әйса аялниң өз әрлири тоғрилиқ бешарәтлик сөз қилғанда (18-айәт), андин аял униң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини билип йетиду.\ft*\f* \m \v 16 Әйса: \m — Берип ериңни бу йәргә чақирип кәлгин, — деди. \m \v 17 — Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. \m — Ерим йоқ дәп, раст ейттиң. \v 18 Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса. \m \v 19 Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз! \x + \xo 4:19 \xo*\xt Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 6:14.\xt*\x* \v 20 Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр \add Йәһудийлар\add* «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди.\f □ \fr 4:20 \fr*\ft \+bd «Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән»\+bd* — «бу тағ» Гәризим теғидур. Самарийәликләр шу йәрдә өз ибадәтханисини қурған еди. \+bd «лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу?»\+bd* — демисәкму, аялниң бу сөзи әмәлий бир соалдур, йәни: — Немишкә шундақ? Бу тоғриму? — дегәндәк.\ft*\f* \x + \xo 4:20 \xo*\xt Қан. 12:5,11; 1Пад. 9:3; 2Тар. 7:12.\xt*\x* \m \v 21 Әйса униңға мундақ деди: \m — Ханим, маңа ишәнгин, шундақ бир вақти-саити келидуки, силәрниң Атиға ибадәт қилишиңлар үчүн нә бу тағда яки нә Йерусалимда болушуңларниң һаҗити қалмайду. \v 22 Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду. \f □ \fr 4:22 \fr*\ft \+bd «ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду»\+bd* — чүнки (1) Худа һәқиқий сөз-каламини әслидә Йәһудий хәлқигә алаһидә тапшурған; (2) һәммидин муһими, Худаниң вәдилиригә асасән Мәсиһ Йәһудийлардин чиқиду.\ft*\f* \x + \xo 4:22 \xo*\xt Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4; 2Пад. 17:29; Ибр. 7:14.\xt*\x* \v 23 Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. \f □ \fr 4:23 \fr*\ft \+bd «...роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду»\+bd* — демәк, (1) Худаниң Муқәддәс Роһи арқилиқ; (2) һәр бир ибадәт қилғучи инсан өзиниң пүткүл роһи билән; (3) Худа инсанларға тапшурған һәқиқәт (Өз сөз-калами) бойичә; (4) һәр қандақ ялғанчилиқни ташлиған һалда ибадәт қилиштур.\ft*\f* \v 24 Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур.\x + \xo 4:24 \xo*\xt 2Кор. 3:17.\xt*\x* \m \v 25 Аял униңға: \m — Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегәнниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә ишларни ейтип бериду — деди.\f □ \fr 4:25 \fr*\ft \+bd «Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегән...»\+bd* — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» грек тилидики сөз болуп, «Мәсиһ», йәни «Мәсиһ қилинған (зат)» дегәнни билдүриду.\ft*\f* \m \v 26 Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди.\x + \xo 4:26 \xo*\xt Юһ. 9:37.\xt*\x* \m \v 27 Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди. \m \v 28 Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә: \m \v 29 — Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди. \m \v 30 Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти. \m \v 31 Шу арилиқта мухлислири униңға: \m — Устаз, бир нәрсә йәвалсаңчу? — дәп өтүнүшти. \m \v 32 Лекин у уларға: \m — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди. \m \v 33 Мухлислар бир-биригә: \m — Әҗәба, бириси униңға йегили бир нәрсә әкелип бәргәнмиду? — дейишти. \m \v 34 Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң \add маңа тапшурған\add* хизмитини тамамлаштур. \m \v 35 — Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди! \f □ \fr 4:35 \fr*\ft \+bd «Силәр: «һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр?»\+bd* — шу вақит бәлким онинчи яки онбиринчи ай еди. \+bd «Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!»\+bd* — шүбһисизки, Әйса мошу йәрдә тәсвирләнгән «һосул» һазир шәһәрдин чиқип өзиниң йениға келиватқанларни, шундақла өзигә етиқат қилмақчи болғанларни көздә тутиду — «худди зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму етиқат қилишқа тәйяр болди» дегәндәк.\ft*\f* \x + \xo 4:35 \xo*\xt Мат. 9:37; Луқа 10:2.\xt*\x* \v 36 Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду. \f □ \fr 4:36 \fr*\ft \+bd «ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду»\+bd* — «ормичи»лар Худаниң кишиләрни өз хуш хәвәригә ишәндүрүштики ахирқи вастиси болғанларни көрситиду. Хуш хәвәрни қобул қилғанлар мәңгүлүк һаятқа еришиду. Мошулар болса дәл Худа Өз Калами болған Әйса Мәсиһниң қурбанлиғидин күткән һосулдур (мәсилән, «Рим.» 8:29-30, «1Кор.» 3:5-9, «Ибр.» 2:10ни көрүң). \+bd «шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду»\+bd* — «териғучи» Худаниң сөз-каламини кишиләргә биринчи болуп йәткүзгүчи болиду.\ft*\f* \v 37 Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду. \v 38 Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.\f □ \fr 4:38 \fr*\ft \+bd «башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар»\+bd* — ким «әмгәк қилип» териған? Бизниңчә улар: (1) Тәврат дәвридики Худаниң муқәддәс бәндилири, болупму пәйғәмбәрләр; (2) пәйғәмбәрләрниң бешарәтлирини әтиварлап уларни Исраилларға (шундақла Самарийәликләргә) үгәткән, Худаға садиқ болған Тәврат устазлири; (3) Йәһя пәйғәмбәр вә мухлислири. Бу үч түркүм кишиләр хәлиққә Худаниң сөз-каламини қалдуруп, уларни Мәсиһниң келишигә, шундақла униңға етиқат қилишқа тәйярлиған еди. (4) Мәсиһниң өзи «териған». «Қошумчә сөз»имиздә йәнә буниң үстидә тохтилимиз.\ft*\f* \m \v 39 Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди. \v 40 Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди. \m \v 41 Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди. \v 42 Улар аялға: \m — Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти. \b \m \s1 Бир әмәлдарниң оғлиниң сақайтилиши \r Мат. 8:5-13; Луқа 7:1-10 \m \v 43 Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди \v 44 (чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди). \x + \xo 4:44 \xo*\xt Мат. 13:57; Мар. 6:4; Луқа 4:24.\xt*\x* \v 45 Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң \add өтүп кетиш\add* һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди). \f □ \fr 4:45 \fr*\ft \+bd «Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә,...»\+bd* — 2:23ни көрүң. \+bd «Галилийәликләр... уни қарши елишти»\+bd* — мошу сөзләр -44-айәт билән көрүнүштә сәл зитрәк болғини билән, 48-айәттә Галилийәдикиләрниң әмәлий әһвали көрситилиду. Улар әмәлийәттә ахир берип (6-бапта) униң сөзлирини рәт қилип униңдин айрилип кетиду. Шуңа улар униң һәқиқий һөрмитини қилмиди.\ft*\f* \v 46 Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). \add Шу күнләрдә\add*, Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. \x + \xo 4:46 \xo*\xt Юһ. 2:1,11.\xt*\x* \v 47 У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә: \m — \add Өйүмгә\add* чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди.\f □ \fr 4:47 \fr*\ft \+bd «... Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла!»\+bd* — Кәпәрнаһумдин Канаға баридиған йолниң 33 километри даванға чиқидиған йол.\ft*\f* \m \v 48 Шуниң билән, Әйса униңға: \m — Силәр \add Галилийәликләр\add* мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди.\x + \xo 4:48 \xo*\xt 1Кор. 1:22.\xt*\x* \m \v 49 Орда әмәлдари Әйсаға: \m — Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди. \m \v 50 Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди. \m Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. \v 51 Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди. \m \v 52 Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар: \m — Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти. \m \v 53 Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти. \v 54 Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди.\f □ \fr 4:54 \fr*\ft \+bd «Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди»\+bd* — оқурмәнләр шуни көрәләйдуки, бу Әйсаниң «яратқан иккинчи мөҗизиси» әмәс, бәлки пәқәт униң «Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки» яратқан \+bd аламити\+bd* еди. «Аламәт» болса, Мәсиһниң салаһийитиниң бир тәрипини ениқ вә алаһидә һалда көрсәткән бир мөҗизидур.\ft*\f* \b \b \m \c 5 \s1 Көлчәк бойидики паләчниң сақайтилиши \m \v 1 Бу ишлардин кейин, Йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди вә Әйса Йерусалимға чиқти.\x + \xo 5:1 \xo*\xt Лав. 23:2; Қан. 16:1.\xt*\x* \v 2 Йерусалимдики «Қой дәрвазиси»ниң йенида ибраний тилида «Бәйт-Әсда» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди. \v 3 Бу пешайванлар астида бир топ бемарлар, йәни қариғу, токур вә паләчләр йетишатти. Улар у йәрдә йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.\f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «паләчләр»\+bd* — яки «йиглигәнләр».\ft*\f* \v 4 Чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән.\f □ \fr 5:4 \fr*\ft \+bd «чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән»\+bd* — 3-айәттики «улар йетип... 4-айәттики «...өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» дегән сөзләргичә бәзи көна көчүрмиләрдә тепилмайду. Амма бизниңчә, бу сөзләр 7-айәттики сөзләрни чүшәндүргәнлиги үчүн бу сөзләрни чоқум әслидики текстниң бир қисми дәп қараймиз.\ft*\f* \v 5 Әнди у йәрдә оттуз сәккиз жилдин бери ағриқ азави тартқан бир бемар бар еди. \v 6 Әйса бу адәмниң шу йәрдә ятқинини көрди вә униң узундин шу һаләттә екәнлигини билип, униңдин: \m — Сақийишни халамсән? — дәп сориди. \m \v 7 Бемар униңға җававән: \m — Тәхсир, су чайқалғанда мени суға чүшүридиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду, — деди. \m \v 8 Әйса униңға: \m — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин! — деди.\x + \xo 5:8 \xo*\xt Мат. 9:6; Мар. 2:11; Луқа 5:24.\xt*\x* \m \v 9 Һелиқи адәм шуан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп көтирип маңди. Шу күни шабат күни еди. \f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «шабат күни»\+bd* — Йәһудийларниң ибадәт қилидиған, дәм алидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. «Тәбирләр»ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 5:9 \xo*\xt Юһ. 9:14.\xt*\x* \v 10 Шуңа \add бәзи\add* Йәһудийлар сақайған кишигә: \m — Бүгүн шабат күни турса, орун-көрпәңни көтириш \add Тәвратта\add* саңа мәнъий қилинған! — деди.\x + \xo 5:10 \xo*\xt Мис. 20:10; Қан. 5:13; Йәр. 17:21; Мат. 12:2; Мар. 2:24; Луқа 6:2.\xt*\x* \m \v 11 Лекин у уларға җававән: \m — Мени сақайтқан киши өзи маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән еди! — деди. \m \v 12 Улар униңдин: — Әнди саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән киши ким екән? — дәп сорашти. \m \v 13 Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәйтти. Чүнки у йәрдә адәм көп болғанлиқтин, Әйса өзини далдиға елип, астиғина кетип қалди. \v 14 Бу ишлардин кейин Әйса һелиқи адәмни ибадәтханида тепип униңға: \m — Мана, сақайдиң. Әнди қайта гуна садир қилма, бешиңға техиму еғир күлпәт чүшүп қалмисун! — деди.\x + \xo 5:14 \xo*\xt Мат. 12:45; Юһ. 8:11.\xt*\x* \m \v 15 Һелиқи адәм Йәһудийларниң қешиға берип, өзини сақайтқан Әйса екәнлигини уқтурди. \v 16 Әйса бу ишларни шабат күни қилғанлиғи үчүн, Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди. \f □ \fr 5:16 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди»\+bd* — «Йәһудийлар» мошу йәрдә бәлким Йәһудий чоңлар, һөкүмдарларни көрситиши мүмкин. \ft*\fp Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду.\fp*\f* \v 17 Лекин Әйса уларға: \m — Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән! — деди.\f □ \fr 5:17 \fr*\ft \+bd «Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән!»\+bd* — «Атам» — Худа, әлвәттә. Әйса Йәһудий һөкумдарларниң «Немә үчүн шабат күни иш қилисән» дегән соалиға бәргән җавап қисқа болғини билән бу Йәһудий өлималириға төвәндикидәк мәнини билдүриду: — «Худа Өзи һәрдайим, җүмлидин шабат күнидә ишлимәмду? У дайим Өз қанунийәтлири бойичә пүткүл аләмни өз-өзигә туташтуруп, һәммә мәвҗудатларни бир-биригә бағландуруп турмамду? У шабат күнидиму бәзи инсанларниң җенини елип, бәзилирини сақайтип, бәзилиригә һаят бәрмәмду? У мениң Атам болған екән, мән униңға һәмкарлашмисам болмайду!». Йәһудийлар униң бу җававидин униң Худа билән ата-оғуллуқ зич мунасивәттә дегинини тоғра чүшәнгини билән, лекин бу сөзини «күпүрлүк» дәп қариди (18-айәт).\ft*\f* \x + \xo 5:17 \xo*\xt Юһ. 14:10.\xt*\x* \m \v 18 Шу сәвәптин Йәһудийлар уни өлтүрүшкә техиму урунатти; чүнки у шабат күниниң қаидисини бузупла қалмастин, йәнә Худани «Атам» дәп чақирип, өзини Худаға баравәр қилған еди.\x + \xo 5:18 \xo*\xt Юһ. 7:19.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң һоқуқи \m \v 19 Шуңа Әйса уларға җававән мундақ деди: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Оғул өзлүгидин һеч немә қилалмайду, бәлки пәқәт Атиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилиду. Ата немә иш қилса, Оғулму шу ишни охшашла қилиду. \x + \xo 5:19 \xo*\xt Йәш. 54:5; Юһ. 3:30; 8:38; 9:4; 10:30; 14:9; 17:5.\xt*\x* \v 20 Чүнки Ата Оғулни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини униңға аян қилиду һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду. \f □ \fr 5:20 \fr*\ft \+bd «...һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду»\+bd* — шүбһисизки, «техиму зор вә улуқ ишлар» Оғулға аян қилиниду вә шундақла униң арқилиқ башқиларғиму аян қилиниду. Бу «улуқ вә зор (грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду) ишлар» 21-22-айәтләрдә баян қилиниду; у Оғул сүпитидә болғачқа, халиса бу ишларни (Худа Өзи қилидиғандәк) шабат күнидиму қилиш һоқуқи бар.\ft*\f* \x + \xo 5:20 \xo*\xt Юһ. 1:2; 3:35; 7:16; 8:28; 14:24.\xt*\x* \v 21 Чүнки өлгәнләрни Ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду. \f □ \fr 5:21 \fr*\ft \+bd «Чүнки өлгәнләрни ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду»\+bd* — шүбһисизки, бу сөзләр һәм җисманий һәм роһий мәнидә ейтилиду.\ft*\f* \v 22 Шуниңдәк, Ата Өзи һеч кимниң үстидин һөкүм чиқармайду, бәлки барлиқ һөкүм ишлирини Оғулға тапшурған. \x + \xo 5:22 \xo*\xt Мат. 11:27; Юһ. 3:35.\xt*\x* \v 23 Буниңдин мәхсәт, — инсанларниң һәммиси Атиға һөрмәт қилғандәк, Оғулғиму охшашла һөрмәт қилиши үчүндур. Кимки Оғулни һөрмәтлимисә, уни әвәткүчи Атиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду. \x + \xo 5:23 \xo*\xt Юһ. 2:23.\xt*\x* \v 24 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.\x + \xo 5:24 \xo*\xt Луқа 23:43; Юһ. 3:18; 6:40, 47; 8:51.\xt*\x* \m \v 25 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду. \f □ \fr 5:25 \fr*\ft \+bd «... өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду»\+bd* — бу сөзләр, шүбһисики, болупму роһий җәһәттики өлүкләрни көрситиду («вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики,...»). Чүнки 28-айәттә җисманий өлүкләр айрим көрситилиду.\ft*\f* \x + \xo 5:25 \xo*\xt Әф. 2:1, 5; 1Тим. 5:6.\xt*\x* \v 26 Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди \f □ \fr 5:26 \fr*\ft \+bd «Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди»\+bd* — башқа бир хил яхши тәрҗимиси «Чүнки Ата Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғулниму шундақ һаятлиқ мәнбәси қилди...».\ft*\f* \v 27 вә йәнә униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у Инсаноғлидур. \v 28 Буниңға тәәҗҗүп қилмаңлар; чүнки барлиқ гөрдә ятқанлар униң авазини аңлайдиған вақит келиду \x + \xo 5:28 \xo*\xt 1Тес. 4:16.\xt*\x* \v 29 вә улар шуан йәрликлиридин чиқишиду, яхшилиқ қилғанлар һаятқа тирилиду, яманлиқ қилғанлар сораққа тартилишқа тирилиду. \x + \xo 5:29 \xo*\xt Дан. 12:2; Мат. 25:34,46.\xt*\x* \v 30 Мән өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт \add Атамдин\add* аңлиғиним бойичә һөкүм қилимән; вә мениң һөкүмүм һәққанийдур, чүнки мениң издигиним өзүмниң ирадиси әмәс, бәлки мени әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.\x + \xo 5:30 \xo*\xt Юһ. 6:38.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң Худа әвәткини болғиниға төрт гувалиқ \m \v 31 — Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду. \f □ \fr 5:31 \fr*\ft \+bd «Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду»\+bd* — «һәқиқәт һесапланмайду» грек тилида «һәқиқәт әмәс».\ft*\f* \x + \xo 5:31 \xo*\xt Юһ. 8:14.\xt*\x* \v 32 Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән. \f □ \fr 5:32 \fr*\ft \+bd «Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән»\+bd* — Әйса ейтқан бу муһим «гувалиқ беридиған башқа бириси» Йәһя пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худаатиси Өзидур. 34-айәтни көрүң («маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»).\ft*\f* \x + \xo 5:32 \xo*\xt Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5.\xt*\x* \v 33 Силәр Йәһяға әлчи әвәткиниңларда, у һәқиқәткә гувалиқ бәргән \x + \xo 5:33 \xo*\xt Юһ. 1:15, 19, 27.\xt*\x* \v 34 (\add әмәлийәттә\add*, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ; мениң \add Йәһя тоғрилиқ\add* шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүндур). \f □ \fr 5:34 \fr*\ft \+bd «әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»\+bd* — Грек тилида «өзүм тоғрилиқ инсанларниң гувақлиғини қобул қилмаймән» \+bd «мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүнду»\+bd* — демәк, силәр Пәрийсиләр Йәһя пәйғәмбәрниң өзүм тоғрилиқ («мана Мәсиһ-Қутқузғучи!» дегән) гувалиқини қобул қилсаңлар, ниҗат тапалайсиләр.\ft*\f* \v 35 \add Йәһя\add* болса көйүп нур чечип турған бир чирақ еди вә силәр униң йоруғида бир мәзгил шатлинишқа рази болдуңлар. \v 36 Лекин Йәһяниң мән үчүн бәргән гувалиғидинму улуқ бир гувалиқ бар. У болсиму, ата маңа ада қилишқа тапшурған әмәлләр, йәни мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду. \f □ \fr 5:36 \fr*\ft \+bd «мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду»\+bd* — «мән қиливатқан әмәлләр» — Әйса яритиватқан көп мөҗизиләрдин ибарәт.\ft*\f* \x + \xo 5:36 \xo*\xt Юһ. 10:25; 1Юһа. 5:9.\xt*\x* \v 37 Вә мени әвәткән Ата Өзиму мән үчүн гувалиқ бәргәндур. Силәр һеч қачан униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар \x + \xo 5:37 \xo*\xt Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 6:27; 8:18; 1Тим. 6:16; 2Пет. 1:17; 1Юһа. 4:12.\xt*\x* \v 38 вә униң сөз-калами силәрниң ичиңлардин орун алмиди; чүнки Униң әвәткини болса, униңға ишәнмәйсиләр. \m \v 39 Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур. \x + \xo 5:39 \xo*\xt Қан. 18:18; Йәш. 34:16; Луқа 16:29; 24:27; Юһ. 1:46; Рос. 17:11.\xt*\x* \v 40 Шундақтиму силәр йәнила һаятлиққа еришиш үчүн мениң йенимға келишни халимайсиләр. \m \v 41 Мән инсанларниң махтишини қобул қилмаймән; \v 42 лекин мән силәрни билимәнки, ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ. \f □ \fr 5:42 \fr*\ft \+bd «ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ»\+bd* — яки «Худаға болған муһәббитиңлар йоқ».\ft*\f* \v 43 Мән Атамниң нами билән кәлгәнмән, амма силәр мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр. \f □ \fr 5:43 \fr*\ft \+bd «Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр»\+bd* — «башқа бириси» — шүбһисизки, бу сөз көп «сахта Мәсиһ»ләрни, болупму ахирқи заманда пәйда болған дәҗҗални көрситиду. Буниңдин бир мисал, миладийә 135-жили өзини «Мәсиһ болимән» дегән, «Бар-Қоқба» исимлиқ дәҗҗалдәк бир шәхс Пәләстиндә пәйда болған вә нурғун Йәһудий хәлқи униң тәрипидин алданған. Улар униңға әгишип, Рим империйәси билән қаршилишишқа чиқип, ахир берип Римниң қошунлири тәрипидин йоқитилған.\ft*\f* \v 44 Силәр бир-бириңлардин иззәт-шөһрәт қобул қилисиләр-ю, йеганә Худадин кәлгән иззәт-шөһрәткә интилмисәңләр, ундақта силәр қандақму етиқат қилалайсиләр?!\x + \xo 5:44 \xo*\xt Юһ. 12:43.\xt*\x* \m \v 45 Бирақ мени үстимиздин Атиға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилғучи мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса \add пәйғәмбәрдур\add*. \v 46 Чүнки әгәр силәр растин Муса \add пәйғәмбәргә\add* ишәнгән болсаңлар, маңиму ишәнгән болаттиңлар. Чүнки у \add муқәддәс язмиларда\add* мән тоғрилиқ пүткәндур. \x + \xo 5:46 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 28:14; Қан. 18:18.\xt*\x* \v 47 Лекин униң пүткәнлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?! \b \b \m \c 6 \s1 Бәш миң адәмниң тойдурулуши \r Мат. 14:13-21; Мар. 6:30-44; Луқа 9:10-17 \m \v 1 Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийә деңизи (Тиберияс деңизи дәпму атилиду)ниң у қетиға өтти.\f □ \fr 6:1 \fr*\ft \+bd «Галилийә деңизи»\+bd* — Исраилийәниң шимал тәрипидики чоң бир көл. Хәритиләрни көрүң.\ft*\f* \v 2 Зор бир топ халайиқ у кесәлләрни сақайтқан мөҗизилик аламәтлирини көрди вә униң кәйнидин әгишип маңди. \v 3 Әйса таққа чиқип, у йәрдә мухлислири билән биллә олтарди. \v 4 У чағда Йәһудийларниң һейти, йәни «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған вақит еди.\x + \xo 6:4 \xo*\xt Мис. 12:18; Лав. 23:5, 7; Чөл. 28:16; Қан. 16:1.\xt*\x* \v 5 Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: \m — Буларға йәйдиғанға нанни нәдин алимиз? — дәп сориди\x + \xo 6:5 \xo*\xt Мат. 14:14; Мар. 6:34; Луқа 9:13.\xt*\x* \v 6 (лекин у бу сөзни Филипни синаш үчүн ейтқан еди. Чүнки у өзиниң немә қилидиғанлиғини биләтти). \m \v 7 Филип җававән: \m — Икки йүз динарға нан алсақму, һәр биригә кичиккинә бир чишләмдин йейишкиму йәтмәйду!\f □ \fr 6:7 \fr*\ft \+bd «Икки йүз динарға нан алсақму...»\+bd* — бир динар яки «динариус» болса адәттә бир ишчиниң бир күнлүк һәққигә тоғра келәтти. 200 динар болса, аддий ишчиниң йерим жиллиқ киримидин артуқрақ болиду.\ft*\f* \m \v 8 Мухлислардин бири, йәни Симон Петрусниң иниси Андрияс Әйсаға: \v 9 — Бу йәрдә кичик бир оғул бала бар, униңда бәш арпа нан билән икки кичик белиқ бар. Лекин шунчә көп хәлиққә бу немә болиду?! — деди. \m \v 10 Әйса: — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди (у йәрдә от-чөп мол өскән еди). Шуниң билән әр кишиләр олтарди; уларниң сани бәш миңчә бар еди. \v 11 Әйса нанларни қолиға елип, \add Худаға\add* тәшәккүр ейтқандин кейин, олтарғанларға үләштүрүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди; көпчилик халиғанчә йеди. \x + \xo 6:11 \xo*\xt 1Сам. 9:13.\xt*\x* \v 12 Һәммәйлән йәп тоюнғанда, у мухлислириға: \m — Ашқан парчиларни жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди. \m \v 13 Шуниң билән улар бәш арпа ненидин йәп ашқан парчилирини он икки севәткә толдуруп жиғивалди. \f □ \fr 6:13 \fr*\ft \+bd «севәт»\+bd* — грек тилида «қол севәт», бәлким икки қоллап көтиридиған севәтни көрситиду.\ft*\f* \v 14 Әнди халайиқ Әйсаниң көрсәткән бу мөҗизилик аламитини көрүп: «Дунияға келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти. \f □ \fr 6:14 \fr*\ft \+bd «Дунияға келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!»\+bd* — Муса пәйғәмбәрниң бу пәйғәмбәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан бешарити «Чөл.» 18:15дә тепилиду.\ft*\f* \x + \xo 6:14 \xo*\xt Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 4:19.\xt*\x* \v 15 Шуниң билән Әйса уларниң келип өзини падиша болушқа зорлимақчи болғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа ялғуз чиқип кәтти. \b \m \s1 Әйсаниң су үстидә меңиши \r Мат. 14:22-27; Мар. 6:45-52 \m \v 16 Кәчқурун, Әйсаниң мухлислири деңиз бойиға чүшүшти. \x + \xo 6:16 \xo*\xt Мат. 14:23; Мар. 6:47.\xt*\x* \v 17 Улар бир кемигә олтирип, деңизниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти (қараңғу чүшүп кәткән еди вә Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди). \v 18 Қаттиқ боран чиқип, деңиз долқунлап көтириливататти. \v 19 Мухлислар палақ уруп он-он бир чақиримчә маңғанда, Әйсаниң деңизниң үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп, қорқушуп кәтти. \f □ \fr 6:19 \fr*\ft \+bd «он-он бир чақиримчә маңғанда...»\+bd* — грек тилида «жигирмә бәш яки оттуз «стадийон»чә маңғанда...». Бир стадийон 185 метр, шуңа улар қирғақтин 6-5 километр маңған еди (бир чақирим 500 метр әтрапиду). Деңизниң узунлуғи 20 километр, кәңлиги 12 километр болуп, улар деңиз оттурисиға йәткән болса керәк.\ft*\f* \v 20 Лекин у уларға: \m — Бу мән, қорқмаңлар! — деди. \m \v 21 Шуни аңлап улар уни кемигә чиқиривалғуси кәлди; у кемигә чиқипла, кемә дәрһал улар баридиған йәргә йетип барди.\f □ \fr 6:21 \fr*\ft \+bd «у кемигә чиқипла, кемә дәрһал улар баридиған йәргә йетип барди»\+bd* — «Зәб.» 106:23-31ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 6:21 \xo*\xt Зәб. 107:29-30\xt*\x* \b \m \s1 Әйса — һәқиқий роһий озуқтур \m \v 22 Әтиси деңизниң у тәрипидә қалған халайиқ \add алдинқи күни\add* у йәрдә Әйсаниң мухлислири чиққан кемидин башқа кеминиң йоқлуғини, Әйсаниң мухлислири шу кемигә чиққанда, Әйсаниң улар биллә чиқмиғанлиғини, бәлки мухлислириниң өзлирила кәткәнлигини көргән еди. \v 23 Һалбуки, бир нәччә кемә-қолвақ Тиберияс шәһиридин Рәб тәшәккүр ейтқандин кейин хәлиқ нан йегән йәргә йеқин келип тохтиди. \v 24 Шуниң билән халайиқ Әйсаниң вә мухлислириниң у йәрдә йоқлуғини көрүпла, кемиләргә олтирип, Әйсани издигили Кәпәрнаһум шәһиригә маңди. \v 25 Улар уни деңизниң у тәрипидә тепип униңға: \m — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиң? — дәп сорашти.\f □ \fr 6:25 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — грек тилида «рабби».\ft*\f* \m \v 26 Әйса уларға җававән: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр мени мөҗизилик аламәтләрни көргәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин йәп тоюнғиниңлар үчүн издәйсиләр. \v 27 Бузулуп кетидиған паний озуқлуққа әмәс, бәлки мәңгү һаятлиққа бақий қалидиған озуқлуққа интилип ишләңлар; буни Инсаноғли силәргә бериду; чүнки уни Ата, йәни Худа Өзи мөһүрләп тәстиқлиған, — деди. \x + \xo 6:27 \xo*\xt Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 3:16; 4:14; 5:37; 6:40, 54; 8:18; 2Пет. 1:17.\xt*\x* \m \v 28 Шуниң билән улар униңдин: \m — Немигә интилип ишлисәк андин Худаниң иш-хизмитидә ишлигән болимиз? — дәп сорашти. \m \v 29 Әйса уларға җавап берип: — Худаниң иш-хизмити дәл шуки, У әвәткинигә етиқат қилишиңлардур, — деди.\x + \xo 6:29 \xo*\xt 1Юһа. 3:23.\xt*\x* \m \v 30 Шуниң билән улар йәнә: \m — Ундақ болса сән бизни көрүп өзүңгә ишәндүргидәк қандақ мөҗизилик аламәт яритисән? Зади немә иш қилип берисән? \x + \xo 6:30 \xo*\xt Мат. 12:38; 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; 1Кор. 1:22.\xt*\x* \v 31 Ата-бовилиримиз чөлдә жүргәндә, \add Зәбурда\add*: «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди» дәп пүтүлгәндәк, «манна»ни йегән — дейишти.\f □ \fr 6:31 \fr*\ft \+bd «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди»\+bd* — «Зәб.» 77:24. \+bd «Ата-бовилиримиз чөлдә жүргәндә, Зәбурда: «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди» дәп пүтүлгәндәк, «манна»ни йегән — дейишти»\+bd* — Уларниң буни Әйсаға дегинидә көздә тутқини: «Сән Муса пәйғәмбәргә охшаш «Дунияға келиши муқәррәр болған» шу пәйғәмбәр яки Мәсиһ болсаң, әнди Мусаға охшаш асмандин нан («манна») чүшүрүшүңгә тоғра кәлмәмду?» дегәндәк мәна еди. Әйса уларға «Бу нан бәргүчи Муса әмәс, Худадур» дәп хаталиқни түзәткәндин кейин (32-айәт) өзиниң «асмандин чүшкән һәқиқий нан» екәнлигини чүшәндүриду.\ft*\f* \x + \xo 6:31 \xo*\xt Мис. 16:4, 14; Чөл. 11:7; Нәһ. 9:15; Зәб. 77:24, 25; 1Кор. 10:3.\xt*\x* \m \v 32 Әйса уларға мундақ деди: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәргә асмандин чүшкән нанни бәргүчи Муса әмәс, бәлки мениң Атамдур; У \add һазирму\add* силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни бериватиду. \v 33 Чүнки Худаниң нени болса пүткүл дунияға һаятлиқ ата қилидиған, әрштин чүшкүчидур. \m \v 34 — Тәхсир, һемишә бизгә шу нанни берип турғайсән! — дейишти улар. \m \v 35 Әйса уларға мундақ деди: \m — Һаятлиқ нени өзүмдурмән! Мениң йенимға кәлгән һәр ким һеч қачан ач қалмайду, маңа етиқат қилған һәр ким һеч қачан уссимайду. \x + \xo 6:35 \xo*\xt Йәш. 55:1; Юһ. 4:14; 7:37.\xt*\x* \v 36 Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр мени көргән болсаңларму, етиқат қилмайватисиләр. \m \v 37 Ата маңа тапшурғанларниң һәр бири йенимға келиду вә мениң йенимға кәлгәнләрдин һеч қайсисини һәргиз ташливәтмәймән. \v 38 Чүнки өз ирадәмни әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн әрштин чүштүм. \x + \xo 6:38 \xo*\xt Мат. 26:39; Мар. 14:36; Луқа 22:42; Юһ. 5:30.\xt*\x* \v 39 Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса дәл шуки, униң маңа тапшурғанлиридин һеч бирини жүтүрмәй, бәлки ахирқи күни уларниң һәммисини тирилдүрүшүмдин ибарәт. \f □ \fr 6:39 \fr*\ft \+bd «Мени Әвәткүчиниң ирадиси... ахирқи күни уларниң һәммисини тирилдүрүшүмдин ибарәт»\+bd* — «ахирқи күни» қиямәт күни.\ft*\f* \x + \xo 6:39 \xo*\xt Юһ. 10:28; 17:12; 18:9.\xt*\x* \v 40 Чүнки мениң Атамниң ирадиси шуки, Оғулға көз тикип қарап, униңға етиқат қилғанларниң һәр бирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур; вә мән ахирқи күни уларни тирилдүримән.\x + \xo 6:40 \xo*\xt Юһ. 3:16; 4:14; 6:27,54.\xt*\x* \m \v 41 Әнди Йәһудийлар Әйсаниң: «Әрштин чүшкән нан өзүмдурмән!» дегини үчүн униңға нарази болуп ғотулдишишқа башлиди: \v 42 — «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: — «Әрштин чүштүм!» десун?» — дейишәтти улар.\x + \xo 6:42 \xo*\xt Мат. 13:55; Мар. 6:3.\xt*\x* \m \v 43 Әйса җававән уларға мундақ деди: — \add Мениң тоғрамда\add* өз ара ғотулдашмаңлар. \v 44 Мени әвәткән Ата Өзи кишиләрниң қәлбини тартқузмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду; мениң йенимға кәлгән һәр бирини ахирқи күни тирилдүримән. \x + \xo 6:44 \xo*\xt Күй. 1:4; Юһ. 6:65.\xt*\x* \v 45 Пәйғәмбәрләрниң язмилирида: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин үгитилиду» дәп пүтүлгәндур. Шуңа, Атиниң \add сөзини\add* тиңшиған вә униңдин үгәнгән һәр бири мениң йенимға келиду. \x + \xo 6:45 \xo*\xt Йәш. 54:13; Йәр. 31:33; Ибр. 8:10; 10:16.\xt*\x* \v 46 Бирақ бу бирәрким Атини көргән дегәнлик әмәс; пәқәт Худаниң йенидин кәлгүчи болса, у Атини көргәндур.\f □ \fr 6:46 \fr*\ft \+bd «Бирақ бу бирәрким Атини көргән дегәнлик әмәс; пәқәт Худаниң йенидин кәлгүчи болса, у Атини көргәндур»\+bd* — бәзи алимлар бу айәттики сөзләрни Әйса әмәс, бәлки расул Юһанна чүшәндүрүш йолида қошуп язған, дәп қарайду. Биз униң үчүн анчә испат көрмигәчкә, йәнила Әйсаниң өз сөзи, дәп ойлаймиз.\ft*\f* \x + \xo 6:46 \xo*\xt Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 1:18; 7:29; 8:19.\xt*\x* \m \v 47 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. \x + \xo 6:47 \xo*\xt Юһ. 3:16,36.\xt*\x* \v 48 Һаятлиқ нени өзүмдурмән. \v 49 Ата-бовилириңлар чөлләрдә «манна» йегини билән йәнила өлди. \x + \xo 6:49 \xo*\xt Мис. 16:4; Чөл. 11:7; Зәб. 77:24\xt*\x* \v 50 Лекин мана, әрштин чүшкән нан дәл шундақки, бириси униңдин йегән болса өлмәйду. \f □ \fr 6:50 \fr*\ft \+bd «Лекин мана, әрштин чүшкән нан дәл шундақки, бириси униңдин йегән болса өлмәйду»\+bd* — яки «лекин мана, бириси униңдин йегән болса өлмәйдиған, әрштин чүшкән нан мошу йәрдидур».\ft*\f* \v 51 Әрштин чүшкән һаятлиқ нени өзүмдурмән; кимдәким бу нандин йесә, әбәдил-әбәткичә яшайду. Мән беридиған шу нан болса мениң әт-тенимдур, пүткүл дуниядикиләр һаятқа егә болсун дәп, мән уни атимақчимән.\x + \xo 6:51 \xo*\xt Юһ. 11:26; Ибр. 10:5, 10.\xt*\x* \m \v 52 Бу сөз билән Йәһудийлар өз ара талаш-тартиш қилишиқа башлап: \m — Бу адәм бизниң йейишимизгә өзиниң әт-тенини қандақ берәлисун?! — дейишәтти.\x + \xo 6:52 \xo*\xt Юһ. 3:9.\xt*\x* \m \v 53 Шуңа Әйса уларға мундақ деди: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр Инсаноғлиниң әт-тенини йемигичә вә қенини ичмигичә, силәрдә һаятлиқ болмайду. \v 54 Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду вә мән уни ахирқи күни тирилдүримән. \f □ \fr 6:54 \fr*\ft \+bd «әт-тенимни йегүчи»\+bd* — яки «әт-тенимни истемал қилғучи».\ft*\f* \x + \xo 6:54 \xo*\xt Юһ. 3:16; 4:14; 6:27,40.\xt*\x* \v 55 Чүнки әт-теним һәқиқий озуқлуқ, қеним болса һәқиқий ичимликтур. \v 56 Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәндә яшайду вә мәнму униңда яшаймән. \f □ \fr 6:56 \fr*\ft \+bd «әт-тенимни йегүчи»\+bd* — яки «әт-тенимни истемал қилғучи».\ft*\f* \v 57 Һаят Ата мени әвәткән вә мән Атиниң болғанлиғидин яшаватқинимдәк, мени йегүчи киши һәм мениң васитәм билән яшайду. \v 58 Мана бу әрштин чүшкән нандур. Бу нан ата-бовилириңлар йегән «\add манна\add*»дәк әмәс; чүнки улар «\add манна\add*»ни йейиши билән өлди; бирақ бу нанни истемал қилғучи болса мәңгү яшайду!\x + \xo 6:58 \xo*\xt Юһ. 3:13.\xt*\x* \m \v 59 Бу сөзләрни у Кәпәрнаһумдики синагогда тәлим бәргинидә ейтқан еди. \v 60 Шуниң билән униң мухлислиридин нурғунлири буни аңлиғанда: \m — Бу тәлим бәк еғир екән! Буни ким аңлап көтирәлисун? — дейишти. \m \v 61 Бирақ өз ичидә мухлислириниң бу тоғрисида ғотулдашқинини билгән Әйса уларға: \m — Бу сөзүм силәрни тайдурдиму? \v 62 Әнди мабада Инсаноғлиниң әсли кәлгән җайға көтириливатқинини көрсәңлар, қандақ болар?! \x + \xo 6:62 \xo*\xt Мар. 16:19; Луқа 24:50; Юһ. 3:13; Рос. 1:9; Әф. 4:8.\xt*\x* \v 63 \add Инсанға\add* һаятлиқ бәргүчи — Роһтур. Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду. Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур. \f □ \fr 6:63 \fr*\ft \+bd «Инсанға һаятлиқ бәргүчи — Роһтур»\+bd* — мошу йәрдә «Роһ», шүбһисизки, Худаниң Роһини көрситиду. \+bd «Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду»\+bd* — «инсанниң әтлири» — Худаға таянмайдиған инсанларни көрситиду. «Римлиқларға»дики кириш сөзимиздә «әт/әтләр» тоғрилиқ болған изаһатимизни көрүң. \+bd «Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур»\+bd* — демәк, роһий мәнидә, адәмниң роһиға һаят киргүзидиған, мәңгүлүк һаят йәткүзидиған.\ft*\f* \x + \xo 6:63 \xo*\xt 2Кор. 3:6.\xt*\x* \v 64 Лекин араңлардин етиқат қилмиған бәзиләр бар, — деди (чүнки Әйса етиқат қилмиғанларниң вә өзигә сатқунлуқ қилидиғанниң ким екәнлигини баштила биләтти).\x + \xo 6:64 \xo*\xt Юһ. 2:25; 13:11.\xt*\x* \m \v 65 Шуниң билән у мундақ деди: — Мән шу сәвәптин силәргә шуни ейттимки, Атамдин ата қилинмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду!\x + \xo 6:65 \xo*\xt Юһ. 6:44.\xt*\x* \m \v 66 Шу вақиттин тартип мухлислиридин хелә көпи чекинип чиқип, униң билән йәнә маңмайдиған болди. \v 67 Шуңа Әйса он иккиләндин: \m — Силәрму, һәм \add мәндин\add* кетишни халамсиләр? — дәп сориди. \m \v 68 Симон Петрус униңға җавап қилип: \m — И Рәб, биз кимниң йениға кетәттуқ? Мәңгү һаятлиқ сөзлири сәндилидур! \x + \xo 6:68 \xo*\xt Рос. 5:20.\xt*\x* \v 69 Вә шуниңға ишәндуқ вә шуни билип йәттуқки, сән Худаниң Муқәддәс Болғучисидурсән! — деди.\x + \xo 6:69 \xo*\xt Мат. 16:16; Мар. 8:29; Луқа 9:20; Юһ. 11:27.\xt*\x* \m \v 70 Әйса уларға җававән: \m — Мән силәр он иккиңларни таллидим әмәсму, бирақ араңларда бириси Иблистур! — деди \f □ \fr 6:70 \fr*\ft \+bd «бирақ араңларда бириси Иблистур!»\+bd* — яки «бирақ араңларда бириси дүшмәндур!». «Иблис» дегән сөзниң өз мәнаси «дүшмән, яв».\ft*\f* \x + \xo 6:70 \xo*\xt Луқа 6:13.\xt*\x* \v 71 (униң бу дегини Ишқарийотлуқ Симонниң оғли Йәһудани көрсәткән еди, чүнки Йәһуда он иккиләнниң бири болғини билән, кейин өзигә сатқунлуқ қилиду).\f □ \fr 6:71 \fr*\ft \+bd «Ишқарийотлуқ Симонниң оғли Йәһуда...»\+bd* — яки «Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотни...».\ft*\f* \b \b \m \c 7 \s1 Әйсаниң инилириниң униңға қарши туруши \m \v 1 Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийәдә айлинип жүрди. У Йәһудийәдә айлинип жүрүшни халимайтти, чүнки \add шу йәрдики\add* Йәһудийлар униңға қәст қилмақчи еди. \v 2 Бу чағда, Йәһудийларниң «кәпиләр һейти»ға аз қалған еди.\x + \xo 7:2 \xo*\xt Лав. 23:34.\xt*\x* \v 3 Шуңа Әйсаниң инилири униңға: \m — Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму \add карамәт\add* әмәллириңни көрәләйду!\f □ \fr 7:3 \fr*\ft \+bd «Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму карамәт әмәллириңни көрәләйду!»\+bd* — Әйсаниң инилириниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким: «Муһим мөтивәр кишиләрниң көпи Галилийә дегән мошу намрат, пинһан җайдин әмәс, бәлки пайтәхт Йерусалимдидур; сән шу йәрдә өзүңни көрситишиң керәк; шуниң билән һәқиқий нам-инавитиң вә һәйвитиң болиду» дегәндәк болса керәк. Сәл ғәлитә иш шуки, улар униңға ишәнмигини билән (5-айәтни көрүң): «Исраилниң падишаси болай десәң, карамәт әмәллириңни очуқ мәйданида көрситишиң керәк» дегән гуманий несиһәтни бәргән (4-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 4 Чүнки өзини хәлиқ-аләмгә тонутмақчи болған һеч ким йошурун җайда иш қилмайду. Бу әмәлләрни қиливатқан екәнсән, өзүңни дунияға көрсәт! — дейишти. \v 5 Чүнки униң инилириму униңға етиқат қилмиған еди.\x + \xo 7:5 \xo*\xt Мар. 3:21.\xt*\x* \m \v 6 Шуңа Әйса уларға: \m — Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур.\f □ \fr 7:6 \fr*\ft \+bd «силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур»\+bd* — бу сөзниң ички мәнаси бәлким интайин аддийдур. Худаниң ирадисигә көңүл бөлидиған адәм Худаниң йетәкчилигини вә башпанаһлиғини издәп жүриду; лекин пәқәт өз ирадисигә қарайдиған киши Худаниң йетәкчилигиниң вә башпанаһлиғиниң кериги йоқ дәп жүриду вә шундақла, бу дуниядикиләрдин һеч қандақ қаршилиққа яки өчмәнликкә учримайду, халиған йәргә беривериду. Лекин Худаниң ирадисини издигән киши тәбиий һалда бу дуниядикиләрниң қилмишлирини ашкарә қилғачқа, уларниң нәпритигә учрайду (7-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 7 Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.\x + \xo 7:7 \xo*\xt Юһ. 3:19; 14:17; 15:18.\xt*\x* \v 8 Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.\f □ \fr 7:8 \fr*\ft \+bd «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән»\+bd* — көп кона көчүрмиләрдә «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа техи бармаймән» яки «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа һазирчә бармаймән» дейилиду. «Техи» яки «һазирчә» сөзләр әслидә болсун, болмисун, бәрибир айәтниң мәнаси асасән охшаштур; чүнки Әйса инилири һейтқа чиққандин кейин астиртин барди (10-айәт). Бәзиләр «һазирчә» дегәнни чүшәндүрүш йолида киргүзиду.\ft*\f* \x + \xo 7:8 \xo*\xt Юһ. 8:20.\xt*\x* \m \v 9 Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди. \b \m \s1 Кәпиләр һейтида \m \v 10 Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди. \v 11 Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.\x + \xo 7:11 \xo*\xt Юһ. 11:56.\xt*\x* \m \v 12 Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти. \x + \xo 7:12 \xo*\xt Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14; 9:16; 10:19.\xt*\x* \v 13 Бирақ Йәһудий \add чоңлиридин\add* қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.\f □ \fr 7:13 \fr*\ft \+bd «Йәһудий чоңлиридин қорқуп...»\+bd* — грек тилида «Йәһудийлардин қорқуп» дейилиду. Мошу йәрдә «Йәһудийлар» чоқум уларниң чоңлирини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 7:13 \xo*\xt Юһ. 9:22; 12:42; 19:38.\xt*\x* \m \v 14 Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди. \f □ \fr 7:14 \fr*\ft \+bd «...кирип»\+bd* — грек тилида «...чиқип»\ft*\f* \v 15 Йәһудийлар: \m — Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти.\f □ \fr 7:15 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар»\+bd* — бәлким Йәһудий чоңлар.\ft*\f* \m \v 16 Әйса уларға: \m — Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур. \x + \xo 7:16 \xo*\xt Юһ. 3:11; 8:28; 12:49; 14:10, 24.\xt*\x* \v 17 Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду. \v 18 Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ-садиқтур, униңда һәққанийсизлиқ йоқтур. \v 19 Муса \add пәйғәмбәр\add* силәргә Тәврат қанунини тапшурған әмәсму? Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмайватисиләр! Немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.\f □ \fr 7:19 \fr*\ft \+bd «немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр?»\+bd* — яки «немишкә мени өлтүргили издәйсиләр?».\ft*\f* \x + \xo 7:19 \xo*\xt Мис. 20:1; 24:3; Мат. 12:14; Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53; Рос. 7:53.\xt*\x* \m \v 20 Көпчилик: \m — Саңа җин чаплишипту! Сени өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти.\f □ \fr 7:20 \fr*\ft \+bd «Сени өлтүрмәкчи болған ким екән?»\+bd* — яки «Сени өлтүргили издәйдиған ким?».\ft*\f* \x + \xo 7:20 \xo*\xt Юһ. 8:48,52; 10:20.\xt*\x* \m \v 21 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар. \f □ \fr 7:21 \fr*\ft \+bd «Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар»\+bd* — бу «бир карамәт», шүбһисизки, у алдинқи қетим Йерусалимда болғанда шабат күнидә паләч адәмни сақайтқанлиғини көрситиду (23-айәт вә 5-бапни көрүң). Әйсаниң сөзигә қариғанда, гәрчә бу мөҗизә бир нәччә ай илгири көрситилгән болсиму, уларниң есидә техичә бар еди. Шу вәҗидин улар Әйсани өлтүрүвәтмәкчи болиду. 22-24-айәтләрдә Әйса «шабат күнидә адәмни сақайтиш Тәврат қануниға хилап», дегән хиялға қаттиқ рәддийә бериду. Бизниңчә у әслидә уларни бу мәсилә тоғрилиқ ойландуруш үчүн бу мөҗизини қәстән шабат күнидә яратқан еди.\ft*\f* \v 22 — Әнди Муса \add пәйғәмбәр\add* силәргә хәтнә қилиш тоғрилиқ әмир қалдурған (әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған), шуңа силәр шабат күнигә \add тоғра келип қалсиму\add* шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр. \f □ \fr 7:22 \fr*\ft \+bd «әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған»\+bd* — «хәтнә қилиш»ни Худа әслидә Ибраһим пәйғәмбәргә (Муса пәйғәмбәрдин илгири, әлвәттә) Өзиниң Ибраһим вә әвлатлири билән болған әһдиниң символи болсун дәп тапшурған еди («Яр.» 17-бап). \+bd «шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр»\+bd* — әмир болса «Бала туғулуп сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк» («Яр.» 17:13). Шуниң билән «сәккизинчи күн» шабат күнигә тоғра келип қалсиму (вә шабат күни «ишләш»кә болмайду) балини сүннәт қиливериш керәк. Болмиса Тәврат қануниға хилаплиқ болиду.\ft*\f* \x + \xo 7:22 \xo*\xt Лав. 12:3; Яр. 17:10.\xt*\x* \v 23 Әнди Тәврат қануниға хилаплиқ қилинмисун дәп шабат күнидә адәм хәтнә қилинған йәрдә, мән шабат күнидә бир адәмни сәллимаза сақайтсам, силәр немә дәп маңа аччиқлинисиләр? \v 24 Сиртқи қияпәткә қарап һөкүм қилмаңлар, бәлки һәққаний һөкүм қилиңлар!\x + \xo 7:24 \xo*\xt Қан. 1:16,17; Пәнд. 24:23; Яқ. 2:1.\xt*\x* \b \m \s1 Әйса Қутқузғучи-Мәсиһмиду? \m \v 25 У вақитта Йерусалимлиқларниң бәзилири: \m — \add Чоңлар\add* өлтүрмәкчи болған киши бу әмәсмиди? \v 26 Ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һеч нәрсә демидиғу! Дәрвәқә, ақсақалларниң униң Мәсиһ екәнлигини билип йәткәнму? \v 27 Һалбуки, бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз. Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.\f □ \fr 7:27 \fr*\ft \+bd «бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз»\+bd* — улар уни Галилийәлик дәп биләтти. Әмәлийәттә у Бәйт-Ләһәмдә туғулған, әлвәттә. \+bd «Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.»\+bd* — халайиқниң бу сөзлири анчә тоғра әмәс еди; бу кишиләр пәйғәмбәрләрниң Мәсиһ тоғрилиқ бешарәтлик язмилирини толуқ билмигән болса керәк. Бәлким уларниң көздә тутқини пәқәт Мәсиһниң туюқсиз намайән болидиғанлиғини көрсәткән бешарәтләрла еди.\ft*\f* \x + \xo 7:27 \xo*\xt Мат. 13:55; Мар. 6:3; Луқа 4:22.\xt*\x* \m \v 28 Шуңа Әйса ибадәтхана һойлисида тәлим бериветип, жуқури аваз билән мундақ деди: \m — Силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, \add дәватисиләр\add*?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин \add кәлдим\add*, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр. \f □ \fr 7:28 \fr*\ft \+bd «силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр»\+bd* — Бу сөз Әйсаниң уларниң «Бу адәмниң... қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз» дегинигә рәддийә қилған җавави еди. Әгәр улар Худани тонуған болса Әйсаниң қәйәрдин кәлгәнлигини билгән болатти, лекин улар Худани тонимайтти (айәттики ахирқи сөзгә қараң).\ft*\f* \x + \xo 7:28 \xo*\xt Юһ. 5:43; 8:26, 42; Рим. 3:4.\xt*\x* \v 29 Мән Уни тонуймән. Чүнки мән Униң йенидин кәлдим, мени У әвәтти.\x + \xo 7:29 \xo*\xt Юһ. 10:15.\xt*\x* \m \v 30 Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти, лекин һеч ким униңға қол салмиди; чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди. \f □ \fr 7:30 \fr*\ft \+bd «Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти...»\+bd* — «улар» бәлким йәнила чоңларни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 7:30 \xo*\xt Мар. 11:18; Луқа 19:47; 20:19; Юһ. 7:19; 8:20, 37.\xt*\x* \v 31 Лекин халайиқ арисидики нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Улар: «Мәсиһ кәлгәндә бу киши көрсәткән мөҗизилик аламәтләрдин артуқ \add мөҗизә\add* яриталарму?!» дейишти.\x + \xo 7:31 \xo*\xt Юһ. 8:30.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсани тутуш үчүн қаравулларниң әвәтилиши \m \v 32 Пәрисийләр халайиқниң у тоғрилиқ ғул-ғула болуватқан бу гәп-сөзлирини аңлиди; шуниң билән Пәрисийләр билән баш каһинлар уни тутуш үчүн бир нәччә қаравулларни әвәтти. \f □ \fr 7:32 \fr*\ft \+bd «қаравулларни әвәтти»\+bd* — яки «ибадәтхана қаравуллирини әвәтти». Лекин бизниңчә 30- вә -44-айәтләр (Лавийлардин болған) мошу кишиләрни айрим көрситиду.\ft*\f* \v 33 Шуниң билән Әйса: \m — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән. \x + \xo 7:33 \xo*\xt Юһ. 16:16.\xt*\x* \v 34 Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди.\x + \xo 7:34 \xo*\xt Юһ. 8:21; 13:33.\xt*\x* \m \v 35 Буниң билән, Йәһудийлар бир-биригә: \m — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду? \f □ \fr 7:35 \fr*\ft \+bd «У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?»\+bd* — бу айәттики «грекләр» Қанаанниң (Пәләстинниң) сиртида турған барлиқ ят әлликләргә вәкиллик қилиду.\ft*\f* \v 36 «Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр» дегини немисиду? — дейишти. \b \m \s1 Һаятлиқ сүйи \m \v 37 Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — \m Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун! \f □ \fr 7:37 \fr*\ft \+bd «Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!»\+bd* — Әйса бу сөзләрни һейтниң ахирқи күни, йәни дәл Худаниң Исраил хәлқи чөлдики вақтида Муса пәйғәмбәр арқилиқ уларни су билән тәминлигән мөҗизә яратқан хатирә күнидә ейтқан.\ft*\f* \x + \xo 7:37 \xo*\xt Лав. 23:36; Йәш. 55:1; Юһ. 6:35; Вәһ. 22:17.\xt*\x* \v 38 Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду! — дәп җакалиди \f □ \fr 7:38 \fr*\ft \+bd «Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!»\+bd* — «муқәддәс язмиларда ейтилғандәк» — «Йәш.» 58:11 вә «Әз.» 47:1-12ни көрүң. \ft*\fp «Зәб.» 77:15-16, «Пәнд.» 4:23, «Йәш.» 44:3, 55:1, «Әз.» 47:1-12, «Йо.» 3:18, «Зәк.» 13:1, 14:8му бәлким «Муқәддәс Роһниң төкүлүши» билән мунасивәтликтур.\fp*\f* \x + \xo 7:38 \xo*\xt Йәш. 12:3.\xt*\x* \v 39 (у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. \add Худаниң\add* Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди).\x + \xo 7:39 \xo*\xt Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Рос. 2:17.\xt*\x* \b \m \s1 Хәлиқниң бөлүнүп кетиши \m \v 40 Халайиқ ичидә бәзиләр бу сөзни аңлап: \m — \add Келиши муқәррәр болған\add* пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!! — дейишти.\f □ \fr 7:40 \fr*\ft \+bd «Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!»\+bd* — Муса пәйғәмбәрниң бу пәйғәмбәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан бешарити «Қан.» 18:15дә тепилиду.\ft*\f* \x + \xo 7:40 \xo*\xt Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14.\xt*\x* \m \v 41 Бәзиләр: «Бу Мәсиһ екән!» дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Яқ, Мәсиһ Галилийәдин келәттиму? \x + \xo 7:41 \xo*\xt Юһ. 1:47; 4:42.\xt*\x* \v 42 Муқәддәс язмиларда, Мәсиһ \add падиша\add* Давутниң нәслидин һәм Давутниң жути Бәйт-Ләһәм йезисидин келиду, дейилмигәнмиди?» — дейишти.\x + \xo 7:42 \xo*\xt Зәб. 131:11; Мик. 5:1; Мат. 2:6.\xt*\x* \m \v 43 Буниң билән, халайиқ униң вәҗидин иккигә бөлүнүп кәтти. \v 44 Бәзилири уни тутайли дегән болсиму, лекин һеч ким униңға қол салмиди. \b \m \s1 Йәһудий ақсақаллириниң етиқатсизлиғи \m \v 45 Қаравуллар \add ибадәтханидин\add* баш каһинлар билән Пәрисийләрниң йениға қайтип кәлгәндә, улар қаравулларға: \m — Немә үчүн уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти. \m \v 46 Қаравуллар: \m — Һеч ким һеч қачан бу адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти. \m \v 47 Пәрисийләр уларға җававән: \m — Силәрму аздурулдуңларму? \v 48 Ақсақаллардин яки Пәрисийләрдин униңға етиқат қилғанлар болғанму?! \x + \xo 7:48 \xo*\xt Йәш. 33:18; Юһ. 12:42; 1Кор. 1:20; 2:8.\xt*\x* \v 49 Лекин Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду! — дейишти.\f □ \fr 7:49 \fr*\ft \+bd «Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду!»\+bd* — «чүпрәндиләр» аддий хәлиқни көрситиду. Ақсақаллар вә Пәрисийләр уларни интайин кәмситәтти.\ft*\f* \m \v 50 Уларниң арисидин бири, йәни бурун ахшамда Әйсаниң алдиға кәлгән Никодим уларға:\x + \xo 7:50 \xo*\xt Юһ. 3:2; 19:39.\xt*\x* \m \v 51 — Тәврат қанунимиз авал кишиниң немә қилғинини өзидин аңлап билмәй туруп, униңға һөкүм чиқирамду!\x + \xo 7:51 \xo*\xt Мис. 23:1; Лав. 19:15; Қан. 1:17; 17:8; 19:15.\xt*\x* \m \v 52 Улар җавап қилип: — Сәнму Галилийәдинму? \add Муқәддәс язмиларни\add* көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду! — деди.\f □ \fr 7:52 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс язмиларни көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду!»\+bd* — уларниң бу сөзидә Галилийәлик болған Юнус пәйғәмбәрни қәстән унтуған еди. Чүнки Тәвратниң «Юнус пәйғәмбәр» дегән қисмида, Худаниң \+bd Йәһудий әмәсләргә\+bd* ниҗат пурситини йәткүзгәнилиги ениқ хатирилиниду. Улар йәнә «Йәш.» 8:12дики бешарәт, йәни Мәсиһниң өз хизмитини Галилийәдә башлайдиғанлиғи тоғрилиқ бешарәтни қәстән унтуған охшайду.\ft*\f* \m \v 53 Шуниң билән \add уларниң\add* һәр бири өз өйигә кәтти.\f □ \fr 7:53 \fr*\ft \+bd «шуниң билән уларниң һәр бири өз өйигә кәтти»\+bd* — «һәр бири өз өйигә кәтти» дегәнлик бәлким Никодимниң соали уларниң виҗданиға санҗилған болса керәк.\ft*\f* \b \b \m \c 8 \s1 Зина үстидә тутулған аял \m \v 1 Әйса болса Зәйтун теғиға чиқип кәтти. \v 2 Әтиси сәһәрдә, у йәнә ибадәтхана һойлилириға кирди вә халайиқниң һәммиси униң йениға келишкән еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди. \v 3 \add Шу чағда\add*, Тәврат устазлири билән Пәрисийләр зина қилип тутулуп қалған бир аялни униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип, \v 4 униңдин: \m — Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди.\f □ \fr 8:4 \fr*\ft \+bd «Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди»\+bd* — «зина қилип тутулуп қалған» аял бар еди, лекин әркәк қени?\ft*\f* \v 5 Муса \add пәйғәмбәр\add* Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған. Әнди сәнчә, уни қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти.\f □ \fr 8:5 \fr*\ft \+bd «Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған»\+bd* — қизиқ йери шуки, улар пәқәт «аяллар»ни тилға алиду. Әмәлийәттә Тәврат қануни бойичә зина қилған әркәкләрниму өлүмгә мәһкүм қилиш керәк еди.\ft*\f* \x + \xo 8:5 \xo*\xt Лав. 20:10; Қан. 22:22.\xt*\x* \v 6 Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди.\f □ \fr 8:6 \fr*\ft \+bd «Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди»\+bd* — Әгәр Әйса «Бу аялға рәһим қилиш керәк» десә, улар дәрһал «Сән Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунға хилаплиқ қилишни үндәйсән, дәйтти. Башқа бир тәрәптин, шу чағда Йәһудий хәлқи Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Йәһудийлар өзлири һеч кимгә өлүм җазасини беҗа кәлтүрүш һоқуқи йоқ еди. Шуңа әгәр Әйса «Чалма-кесәк қилинсун» десә, у чағда улар римлиқларға «мошу киши Рим империйәсигә қарши чиқти!» дегәндәк шикайәт қилатти.\ft*\f* \v 7 Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға: \m — Араңлардики ким гунасиз болса, \add бу\add* \add аялға\add* биринчи ташни атсун! — деди.\x + \xo 8:7 \xo*\xt Қан. 17:7.\xt*\x* \m \v 8 Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди.\x + \xo 8:8 \xo*\xt Йәр. 17:13\xt*\x* \v 9 Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп \add һәммиси\add* у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди. \f □ \fr 8:9 \fr*\ft \+bd «улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Улар бу сөзни аңлап, виҗданиниң әйиплиши билән алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти» дейилиду.\ft*\f* \v 10 Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин: \m Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди, \v 11 — Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял. \m Әйса: \m — Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди.\f □ \fr 8:11 \fr*\ft \+bd «Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин!»\+bd* — 7:53-8:11-айәтләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. Бизниңчә, буниң сәвәви, бу «зина гунайиниң кәчүрүм қилиниши» тоғрисидики айәтләр бәзи көчүргүчиләрниң зитиға қаттиқ тәккән болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 8:11 \xo*\xt Юһ. 5:14.\xt*\x* \b \m \s1 Әйса дунияниң нуридур \m \v 12 Шуңа Әйса йәнә көпчиликкә сөз қилип: \m — Дунияниң нури өзүмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта маңмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду, — деди.\x + \xo 8:12 \xo*\xt Йәш. 42:16; Юһ. 1:9; 9:5; 12:35,36.\xt*\x* \m \v 13 Пәрисийләр: \m — Сән өзүңгә өзүң гувалиқ бериватисән. Шуңа сениң гувалиғиң раст һесапланмайду, — дейишти. \m \v 14 Әйса уларға җававән мундақ деди: \m — Һәтта мән өзүмгә гувалиқ бәрсәмму, гувалиғим һәқтур, чүнки мән өзүмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билимән. Лекин силәр қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билмәйсиләр. \x + \xo 8:14 \xo*\xt Юһ. 5:31.\xt*\x* \v 15 Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр. Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән. \f □ \fr 8:15 \fr*\ft \+bd «Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр»\+bd* — «әт егилириниң өлчими бойичә» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, Инҗилда «әт» яки «әтләр» көп йәрләрдә инсанларниң Худаға таянмай өзлүгидин иш қилғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»ниму көрүң.\ft*\f* \v 16 Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур; чүнки мән ялғуз әмәс, бәлки мени әвәткән Ата \add бу ишта\add* мән билән биллидур. \f □ \fr 8:16 \fr*\ft \+bd «Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән. Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур»\+bd* — Әйса Мәсиһ бу дунияда турғанда \+bd кишиләрниң\+bd* үстигә һөкүм қилмайтти (сораққа тартмайтти), бәлки \+bd уларниң иш-һәрикәтлириниң\+bd* үстигә, тоғра, тоғра әмәс, дәп һөкүм қилатти. Пәқәт ахирәткә кәлгәндә андин у барлиқ кишиләрни сораққа тартип, уларниң үстидин һөкүм чиқириду, әлвәттә. Пәрисийләр болса өзлирини сорақчи, Мәсиһни сораққа тартиш һоқуқимиз бар дәп қарайтти. \+bd «мени әвәткән Ата бу ишта мән билән биллидур»\+bd* — «бу ишта» дегән сөзләр әйни тексттә болмисиму, мәнаси дәл «Мениң һөкүм қилғиним пәқәт өзүмдин әмәс, буниңда Ата мән билән биллидур» дегәндәктур.\ft*\f* \v 17 Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида: «Икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» дәп пүтүлгәндур. \f □ \fr 8:17 \fr*\ft \+bd «Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида...»\+bd* — грек тилида «силәрниң Тәврат қануниңларда» дейилиду. Бу һәҗвий, кинайилик гәптур. Пәрийсиләр дайим: «Тәврат қанунини тиришип-тирмишип, һәқиқий мәнаси билән өзләштүргүчиләр пәқәт бизләрмиз» дәп һалини чоң қилип жүрүшәтти. Әмәлийәттә «Тәврат қануни» Худаниң барлиқ хәлқигә тәвә еди, әлвәттә. 10:34 вә 15:25ниму көрүң. \+bd «икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду»\+bd* — «Қан.» 17:6.\ft*\f* \x + \xo 8:17 \xo*\xt Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28.\xt*\x* \v 18 Раст, мән өзүм тоғрамда өзүм гувалиқ беримән, вә мени әвәткән Атиму мениң тоғрамда гувалиқ бериду.\x + \xo 8:18 \xo*\xt Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 5:37; 6:27.\xt*\x* \m \v 19 Улар униңдин: — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти. \m Әйса уларға җавап берип: — Силәр я мени тонумайсиләр, я Атамни тонумайсиләр; мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуйттуңлар, — деди.\x + \xo 8:19 \xo*\xt Юһ. 14:9; 16:3.\xt*\x* \m \v 20 Әйса бу сөзләрни ибадәтханида тәлим бәргинидә, сәдиқә сандуғиниң алдида туруп ейтқан еди. Бирақ һеч ким уни тутмиди, чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.\f □ \fr 8:20 \fr*\ft \+bd «сәдиқә сандуғиниң алдида»\+bd* — яки «ғәзнидә».\ft*\f* \x + \xo 8:20 \xo*\xt Юһ. 7:30.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң етиқатсизларға агаһ беришлири \m \v 21 Шуниң билән у уларға йәнә: \m Мән бу йәрдин кетимән; силәр мени издәйсиләр, лекин өз гунайиңлар ичидә өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди.\x + \xo 8:21 \xo*\xt Юһ. 7:34; 13:33.\xt*\x* \m \v 22 Буниң билән Йәһудийлар: \m — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәйду. Бу униң өзини өлтүрүвалимән дегинимиду? — дейишти. \m \v 23 Әйса уларға: \m — Силәр төвәндиндурсиләр, мән жуқуридиндурмән. Силәр бу дуниядиндурсиләр, мән бу дуниядин әмәсмән. \x + \xo 8:23 \xo*\xt Юһ. 3:31.\xt*\x* \v 24 Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар ичидә өлисиләр» дедим. Чүнки силәр мениң «\add Әзәлдин\add* Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр, — деди.\f □ \fr 8:24 \fr*\ft \+bd «Чүнки силәр мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр»\+bd* — яки «Чүнки силәр мениң «Мән Болимән» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр». «Әзәлдин Бар Болғучи» яки ««Мән Болимән» — Бу Худаниң Муса пәйғәмбәргә ашкарилиған нами болуп («Мис.» 3:14), Әйсаму бу намни өзигә қолланған. Башқа бир тәрҗимиси: «Мениң \+bd У\+bd* (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә...». Лекин «Юһанна»да охшаш шу ибарә тепилидиған көп башқа айәтләр билән селиштурғанда (мәсилән, 28-, 58-айәт) бу тәрҗимимиз тоғра болуши керәк.\ft*\f* \x + \xo 8:24 \xo*\xt Юһ. 8:21.\xt*\x* \m \v 25 Сән зади ким? — дәп сорашти улар. \m Әйса уларға: — Башта силәргә немә дегән болсам, мән шу. \v 26 Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән, — деди.\f □ \fr 8:26 \fr*\ft \+bd «Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән»\+bd* — Мәсиһниң Пәрисийләргә ейтқан башқа көп сөзлиригә охшаш, бу сөзи интайин ихчамдур. Бизниңчә умумий мәнаси: «Силәр тоғрилиқ нурғун әйипләйдиған сөзлирим бар. Бу сөзлиримни қобул қилмаслиғиңлар мүмкин. Лекин мениң бу сөзлирим әмәлийәттә өзүмдин әмәс, бәлки мени әвәткән Атамдиндур; шуңа ишинишиңлар керәк; чүнки немини Униңдин аңлисам, шуни дунияға ейтимән» дегәндәк болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 8:26 \xo*\xt Юһ. 7:28; 15:15; Рим. 3:4.\xt*\x* \m \v 27 Улар униң өзлиригә ейтқанлириниң Ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди. \f □ \fr 8:27 \fr*\ft \+bd «улар униң өзлиригә ейтқанлириниң ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди»\+bd* — «Ата» өз Атиси Худа, әлвәттә. Демисәкму, Мәсиһниң немишкә бәзидә пәқәт «Ата» вә башқа йәрләрдә «Атам» дейишини тәтқиқ қилиш бәк пайдилиқ иштур.\ft*\f* \v 28 Шуңа Әйса мундақ деди: \m Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин, мениң «\add Әзәлдин\add* Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр вә шундақла һеч ишни өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни, пәқәт Атиниң маңа үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр. \f □ \fr 8:28 \fr*\ft \+bd «Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин...»\+bd* — «Инсаноғлиниң көтирилиши» авал Әйсаниң крестлиниши, андин асманға көтирилип Худаниң оң тәрипидә олтиришинму көрситиду. 12:32-34ниму көрүң. \+bd «мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр»\+bd* — 24-айәттики изаһатни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:28 \xo*\xt Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:11, 14; 7:16; 12:32, 49; 14:10.\xt*\x* \v 29 Мени Әвәткүчи мән билән биллидур, У мени әсла ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишә Уни хурсән қилидиған ишларни қилимән.\x + \xo 8:29 \xo*\xt Юһ. 14:10; 16:32.\xt*\x* \m \v 30 Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә, нурғун кишиләр униңға етиқат қилди.\x + \xo 8:30 \xo*\xt Юһ. 7:31.\xt*\x* \b \m \s1 Һәқиқий әркинлик тоғрилиқ \m \v 31 Әйса өзигә етиқат қилған Йәһудийларға: \m — Әгәр мениң сөз-каламимдин чиқмай турсаңлар, мениң һәқиқий мухлислирим болған болисиләр, \v 32 вә һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа ериштүриду, — деди.\x + \xo 8:32 \xo*\xt Рим. 6:18; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.\xt*\x* \m \v 33 Улар җававән: — Биз Ибраһимниң нәслимиз, — һеч қачан һеч кимниң қуллуғида болмидуқ. Сән қандақсигә: Азатлиққа еришсиләр, дәйсән? — деди.\x + \xo 8:33 \xo*\xt Мат. 3:9.\xt*\x* \m \v 34 Әйса уларға җавап берип: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, гуна садир қилған киши гунаниң қулидур. \x + \xo 8:34 \xo*\xt Рим. 6:20; 2Пет. 2:1.\xt*\x* \v 35 Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду. \f □ \fr 8:35 \fr*\ft \+bd «Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду»\+bd* — демәк, бириси «қул» болса (мошу йәрдә «гунаниң қули») һәр қандақ өй егиси билән мәңгүлүк мунасивәттә болмайду, униң аилә әзаси болалмайду; пәқәт өй егисиниң өз аилисидикиләр биләнла мәңгүлүк мунасивити болиду; өй егисиниң оғли өй егисиниң һоқуқиға егә болиду, әлвәттә. Әнди «өй егиси» Худа болса, униң Оғлиму толуқ һоқуқлуқ болиду, әлвәттә. Бу иш 36-айәттики һәқиқәт билән зич бағлиниду.\ft*\f* \v 36 Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр. \f □ \fr 8:36 \fr*\ft \+bd «Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр»\+bd* — жуқуриқи изаһатниму көрүң. «Қул» «қул»ни азат қилмайду, «қул»ни азат қилалайдиған пәқәт өзи азат болған киши, әлвәттә. Әнди бу дунияда ким гунадин азаттур? Мәсиһдин башқа һәр бир киши гунаниң қулидур, һәқиқий азат болған киши пәқәт «Оғул», йәни Мәсиһдур; шуниң билән у башқиларни (уларда етиқат болса) гунаниң күчидин азат қилалайду.\ft*\f* \x + \xo 8:36 \xo*\xt Рим. 8:2.\xt*\x* \v 37 Силәрниң Ибраһимниң нәсли екәнлигиңларни билимән. Бирақ мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки мениң сөзүм ичиңлардин орун алмиди. \v 38 Мән Атамниң йенида көргәнлиримни ейтиватимән; силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!\f □ \fr 8:38 \fr*\ft \+bd «силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!»\+bd* — яки «силәр болсаңлар өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр!».\ft*\f* \x + \xo 8:38 \xo*\xt Юһ. 3:11; 7:16; 12:49; 14:10, 24.\xt*\x* \m \v 39 Улар җавап берип: — Бизниң атимиз Ибраһимдур, — деди. \m Әйса уларға: — Әгәр Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң әмәллирини қилған болаттиңлар! \x + \xo 8:39 \xo*\xt Рим. 2:28; 9:7.\xt*\x* \v 40 Бирақ һазир әксичә мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән адәмни өлтүрүшкә қәстләйсиләр. Ибраһим ундақ ишни қилмиған. \x + \xo 8:40 \xo*\xt Юһ. 17:17.\xt*\x* \v 41 Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди. \m — Биз һарамдин болған әмәсмиз! Бизниң пәқәт бирла атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар.\f □ \fr 8:41 \fr*\ft \+bd «Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр!»\+bd* — «өз атаңлар» — Иблисни көрситиду, әлвәттә. 44-айәтни көрүң. \+bd «Биз һарамдин болған әмәсмиз!»\+bd* — бу даритма гәп. Улар Әйсаниң Мәрйәмдин туғулушини «бир атиниң вастиси билән әмәс», бәлки «һарамдин болған» дәп пуритип, униңдин евән тапмақчи еди.\ft*\f* \m \v 42 Әйса уларға: — Атаңлар Худа болған болса, мени сөйгән болаттиңлар; чүнки мән Худаниң бағридин чиқип, бу йәргә кәлдим. Мән өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки Униң тәрипидин әвәтилгәнмән. \f □ \fr 8:42 \fr*\ft \+bd «мән Худаниң бағридин чиқип...»\+bd* — грек тилида «мән Худаниң ичидин чиқип...».\ft*\f* \x + \xo 8:42 \xo*\xt Юһ. 5:43; 7:29.\xt*\x* \v 43 Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, мениң сөз-каламим қулиқиңларға кирмәйватиду! \v 44 Силәр атаңлар Иблистин болғансиләр вә униң арзу-һәвәслиригә әмәл қилишни халайсиләр. У аләм апиридә болғандин тартип қатил еди вә униңда һәқиқәт болмиғачқа, һәқиқәттә турмиған. У ялған сөзлигәндә, өз тәбиитидин сөзләйду, чүнки у ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур. \f □ \fr 8:44 \fr*\ft \+bd «... \+bd*\+bdit Иблис\+bdit* ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур» — яки «... у (Иблис) ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң пиридур».\ft*\f* \x + \xo 8:44 \xo*\xt Яр. 3:1; 2Кор. 11:3; 1Юһа. 3:8.\xt*\x* \v 45 Лекин мән һәқиқәтни сөзлигиним үчүн, маңа ишәнмәйсиләр. \v 46 Қайсиңлар мени гунайи бар дәп дәлилләләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм, немә үчүн маңа ишәнмәйсиләр? \v 47 Худадин болған киши Худаниң сөзлирини аңлайду; силәр уларни аңлимайсиләр, чүнки силәр Худадин болған әмәссиләр!\x + \xo 8:47 \xo*\xt Юһ. 6:37; 10:26,27; 1Юһа. 4:6.\xt*\x* \m \v 48 Йәһудийлар униңға җававән: \m — Әҗәба, бизниң сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән дегинимиз тоғра әмәсму? — дейишти.\f □ \fr 8:48 \fr*\ft \+bd ««Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән»\+bd* — «Самарийәликләр» Йәһудийлар көзгә илмайдиған бир хәлиқ болуп, уларниң көзқаришичә Самарийәликләр Худаниң сөзини бурмилиған капирлар вә җин тәккәнләрдур.\ft*\f* \x + \xo 8:48 \xo*\xt Юһ. 7:20; 10:20.\xt*\x* \m \v 49 Әйса җававән: — Маңа җин чаплашқини йоқ, бәлки мән Атамни һөрмәт қилимән; лекин силәр маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр. \x + \xo 8:49 \xo*\xt Юһ. 7:18.\xt*\x* \v 50 Мән өз шан-шәривимни издимәймән; лекин буни издигүчи һәм \add униң үстидин\add* һөкүм қилғучи Бириси бар. \v 51 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм көрмәйду.\x + \xo 8:51 \xo*\xt Юһ. 5:24; 11:25.\xt*\x* \m \v 52 Шуниң билән Йәһудийлар униңға: \m — Саңа дәрвәқә җин чаплашқанлиғини әнди билдуқ! Һәтта \add һәзрити\add* Ибраһим вә пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақсигә: «Мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм тетимайду» дәйсән? \v 53 Әҗәба, сән атимиз Ибраһимдин улуқмусән? У өлди, пәйғәмбәрләр һәм өлди!? Сән өзүңни ким қилмақчисән?\x + \xo 8:53 \xo*\xt Ибр. 11:13.\xt*\x* \m \v 54 Әйса җававән мундақ деди: \m — Әгәр мән өзүмни улуқлисам, ундақта улуқлуғум һеч нәрсә һесапланмайтти. Бирақ мени улуқлиғучи — силәр «У бизниң Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур. \v 55 Силәр Уни тонумидиңлар, лекин мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болаттим; бирақ мән Уни тонуймән вә Униң сөз-каламини тутимән. \v 56 Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди һәм дәрвәқә уни алдин-ала көрүп шатланди.\f □ \fr 8:56 \fr*\ft \+bd «Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди»\+bd* — Әйсаниң «мениң күнүм» дегини немини көрситиду? Бизниңчә бу ибарә: (1) униң дунияға келишини көрситиду; (2) униң шан-шәрәп ичидә қайтип келидиған күниниму көрситиду. Ибраһим қачан алдин-ала буни көргән? Йәһудий «Раббилар»ниң көпинчиси «Ибраһим Исһақни қурбанлиқ қилишқа сунған вақитта бақий аләм униңға аян қилинған» дәп қарайтти вә бизму бу пикиргә майилмиз.\ft*\f* \x + \xo 8:56 \xo*\xt Яр. 17:17; Луқа 10:24; Ибр. 11:13.\xt*\x* \m \v 57 — Сән техи әллик яшқа кирмәй туруп, Ибраһимни көрдүңму? — дейишти улар. \m \v 58 Әйса уларға: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән! — деди.\f □ \fr 8:58 \fr*\ft \+bd «Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән!»\+bd* — «мән Бар Болғучидурмән» дегини йәнила «Мис.» 3:14дә, Муса пәйғәмбәргә вәһий қилинған, Худаниң «Мән Өзүмдурмән», яки болмиса «Мән Әзәлдин Бар Болғучидурмән» дегән улуқ намини көрситиду. Әйсаниң бу намни өзигә алғини униң Худалиқ тәбиитини көрситиду. Йәһудийлар униң бу гепини тоғра чүшиниду, лекин қәтъий ишәнмәйду (59-айәтни көрүң).\ft*\f* \m \v 59 Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди; лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти.\f □ \fr 8:59 \fr*\ft \+bd «Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди»\+bd* — Йәһудий хәлқи униң сөзиниң мәнасини тоғра чүшинәтти, лекин ишәнмәй «күпүрлүк қилғучи!» дәп уни өлтүрмәкчи еди. \+bd «лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти»\+bd* — бәзи көна көчүрмиләрдәПәқәт «лекин Әйса өзини далдиға елип, ибадәтханидин чиқип кәтти» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 8:59 \xo*\xt Луқа 4:29; Юһ. 10:31,39; 11:8.\xt*\x* \b \b \m \c 9 \s1 Әйсаниң туғма қариғуни сақайтиши \m \v 1 Вә у йолда кетиветип, туғма қариғу бир адәмни көрди. \v 2 Мухлислири униңдин: \m — Устаз, ким гуна қилип униң қариғу туғулғиниға сәвәп болған? У өзиму я ата-анисиму? — дәп сорашти.\f □ \fr 9:2 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — Грек тилида «Рабби».\ft*\f* \m \v 3 Әйса мундақ җавап бәрди: \m — Өзи яки ата-анисиниң гуна садир қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз әмәллири униңда аян қилинсун дәп шундақ болған. \v 4 Күнниң йоруғида, мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк. Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду.\f □ \fr 9:4 \fr*\ft \+bd «мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк»\+bd* — яки «мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишимиз керәк». \+bd «Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду»\+bd* — Әйсаниң йәр йүзидә болидиған хизмитигә бәлким пәқәт алтә ай қалған болса керәк.\ft*\f* \v 5 Мән дунияда турған вақтимда, дунияниң нури өзүмдурмән.\x + \xo 9:5 \xo*\xt Йәш. 42:6; Луқа 2:32; Юһ. 1:9; 8:12; 12:35,46; Рос. 13:47.\xt*\x* \m \v 6 Бу сөзләрни қилғандин кейин, у йәргә түкүрүп, түкүрүктин лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүрүп қойди\x + \xo 9:6 \xo*\xt Мар. 8:23.\xt*\x* \v 7 вә униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди («Силоам» \add ибранийчә сөз болуп\add*, «әвәтилгән» дегән мәнини билдүриду). Шуниң билән һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди.\f □ \fr 9:7 \fr*\ft \+bd «Силоам»\+bd* — Ибраний тилида «Силоһа». \+bd « \+bd*\+bdit Әйса\+bdit* униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди... һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди» — бу кор адәм ибадәтханиға йеқин җайда тиләмчилик қилип олтарған болса, ибадәтханидин «Силоам көлчиги»гә бир километрдәк келәтти. Шуниң үчүн бу сәпәр кор адәмниң ишәшигә нисбәтән хелә бир синақ еди. Лай қаттиқлашқандин кейин у көзлирини һеч ачалмиған һалда мошу узун йолни меңиши керәк еди. Бу кор адәм үчүн интайин еғир еди, әлвәттә. Униң үстигә йолни бекар маңса көп «тиләмчилик вақти» исрап болуп кетәтти.\ft*\f* \v 8 Хошнилири вә у илгири тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: \m — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишип кәтти.\x + \xo 9:8 \xo*\xt Рос. 3:2.\xt*\x* \m \v 9 Бәзиләр: «Һәә, шу екән» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ. у әмәс, лекин униңға охшайдикән» дейишти. \m Бирақ у өзи: \m — Мән дәл шу киши болимән! — деди. \m \v 10 — Ундақта көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар. \m \v 11 У җававән мундақ деди: \m — Әйса исимлиқ бир киши \add түкүрүгидин\add* лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум. \m \v 12 — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. \m — Билмәймән, — деди у. \b \m \s1 Пәрисийләрниң мөҗизини сүрүштүрүши \m \v 13 Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти \v 14 (әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди). \x + \xo 9:14 \xo*\xt Мат. 12:1; Мар. 2:23; Луқа 6:1; Юһ. 5:9.\xt*\x* \v 15 Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай \add сүрүп\add* қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди. \m \v 16 Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири: \m — У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти. \m Йәнә бәзилири: \m — У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти. \m Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди. \f □ \fr 9:16 \fr*\ft \+bd «У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду»\+bd* — улар «у шабат күнини тутмайду» дәйду. Чүнки улар Әйсаниң түкүрүгидин лай қилишни «әмгәк қилиш», шундақла шабатниң «дәм елиш принсипи»ни бузуш, дәп қарайтти. Әйса болса «Атамниң әмәллирини ада қилишим керәк» дегән еди (4-айәт). Демәк, «иш қилғучи» яки «әмәл қилғучи» әслидә Худа Өзидур. Униңдин башқа ким шундақ мөҗизә яритайтти?\ft*\f* \x + \xo 9:16 \xo*\xt Юһ. 3:2; 7:12; 9:33; 10:19.\xt*\x* \v 17 Улар қариғу адәмдин йәнә: \m — У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти. \m У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.\x + \xo 9:17 \xo*\xt Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 4:19; 6:14.\xt*\x* \m \v 18 Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип, \v 19 улардин: \m — Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти. \m \v 20 Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз; \v 21 лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, \add буни\add* өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди. \m \v 22 Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди. \f □ \fr 9:22 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди»\+bd* — «синагогтин чиқирилиш»ниң нәтиҗиси, җәмийәттикиләрдин һеч ким синагогтин чиқирилған киши билән барди-кәлди қилмайтти.\ft*\f* \x + \xo 9:22 \xo*\xt Юһ. 7:13; 12:42.\xt*\x* \v 23 Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, \add буни\add* өзидин сораңлар» дегән еди. \m \v 24 Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға: \m — Худаға шан-шәрәп берип \add қәсәм қил\add*! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.\f □ \fr 9:24 \fr*\ft \+bd «Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил»\+bd* — Әслидә грек тилида «қәсәм қил» дегән сөз йоқ еди. Бу айәттә шу сөз болмисиму, шу мәнә чиқип туриду (мәсилән «Йәшуа» 7:19ни көрүң). Шуниң үчүн бу җүмлиниң мәнаси «Әйсаға әмәс, бәлки Худаға шан-шәрәп бәр» дегәнлик әмәс, бәлки «Худани улуқлаш үчүн раст гәп қил, бу мөҗизә әслидә чоң бир алдамчилиқ әмәсму?» дегәндәк.\ft*\f* \x + \xo 9:24 \xo*\xt Йә. 7:19.\xt*\x* \m \v 25 У мундақ җавап бәрди: \m — У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум. \m \v 26 Улар униңдин йәнә бир қетим: \m — У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти. \m \v 27 У җававән: \m — Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди. \m \v 28 Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап: \m — Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса \add пәйғәмбәрниң\add* мухлислиримиз. \v 29 Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти. \m \v 30 Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: \m — Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти. \v 31 Биз билимизки, Худа гунакарларниң тиләклирини аңлимайду; бирақ Өзигә ихласмән болуп ирадисигә әмәл қилғучиларниңкини аңлайду. \x + \xo 9:31 \xo*\xt Зәб. 65:18; Пәнд. 15:29; 28:9; Йәш. 1:15; Мик. 3:4.\xt*\x* \v 32 Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс. \v 33 Әгәр бу адәм Худадин кәлмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти. \m \v 34 Улар уни: \m — Сән түптин гуна ичидә туғулған туруқлуқ, бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, уни \add синагогтин\add* қоғлап чиқириветишти.\f □ \fr 9:34 \fr*\ft \+bd «улар... уни синагогтин қоғлап чиқириветишти»\+bd* — 22-айәт вә изаһатни көрүң.\ft*\f* \b \m \s1 Роһий қариғулуқ \m \v 35 Әйса уларниң уни \add синагогтин\add* қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: \m Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән? — дәп сориди.\f □ \fr 9:35 \fr*\ft \+bd «Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән?»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «Сән, Инсаноғлиға етиқат қиламсән?» дәп пүтүлгән.\ft*\f* \m \v 36 У җававән: — Тәхсир, у ким? Мән униңға етиқат қилай, — деди. \m \v 37 — Сән һәм уни көрдүң һәм мана, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң өзи, — деди Әйса униңға. \m \v 38 Һелиқи адәм: \m — И Рәб, етиқат қилимән! — дәп, униңға сәҗдә қилди. \m \v 39 — Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим, — деди Әйса.\f □ \fr 9:39 \fr*\ft \+bd «Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим»\+bd* — «һөкүм чиқиришқа кәлдим» — Бу «һөкүм» тоғрилиқ «Йәш.» 42:1 вә униңдики изаһатни көрүң. Бу қандақ «һөкүм»? Бизниңчә Йәшая пәйғәмбәрниң бешаритидә ейтилғандәк аз дегәндә бу «һөкүм»ниң өч тәрипи бардур: (1) етиқатчиларға тоғра көзқарашларни йәткүзүш; (2) Худаниң көп ишлар үстидики һөкүмлирини билдүрүш; (3) Мәсиһниң хәвири кишиләрниң қәлбини яки йоруқ яки техиму қараңғу, кор қилиш; худди Йәшая пәйғәмбәр өз вақтида Худаниң сөз-каламини Исраилға йәткүзгәндә, Исраилниң әһвали «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр» («Йәш.» 6:9-10) дегәндәк болғанға охшаш. «Йәш.» 44:18ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 9:39 \xo*\xt Юһ. 3:17; 12:47.\xt*\x* \m \v 40 Униң йенидики бәзи Пәрисийләр бу сөзләрни аңлап униңдин: \m — Бизму корму? — дәп сорашти. \v 41 Әйса уларға: — Кор болған болсаңлар, гунайиңлар болмайтти; лекин силәр һазир «көрүватимиз» дегиниңлар үчүн силәргә гуна һесаплинивериду, — деди. \b \b \m \c 10 \s1 Әйса сөзини давам қилиду — «Мән яхши қой баққучидурмән» \m \v 1 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қой қотиниға ишиктин кирмәй, башқа йәрдин ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур. \v 2 Ишиктин киридиған киши болса қойларниң падичисидур. \v 3 Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду; у өз қойлириниң исимлирини бир-бирләп чақирип уларни сиртқа башлап чиқиду.\f □ \fr 10:3 \fr*\ft \+bd «Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду...»\+bd* — «ишик бақар» бәлким Чөмүлдүргүчи Йәһяни көрситиши мүмкин. Бу айәт һәм 4-айәткә мунасивәтлик, «Мик.» 2:13 вә изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 4 У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду.\f □ \fr 10:4 \fr*\ft \+bd «У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду»\+bd* — демисәкму, Оттура Шәриқтики қойчилар дәл шундақ йол билән қойларни бақиду. Қойчи барлиқ қойларға исим қоюп уларни бу исим билән чақириду. У дайим «қойлирини башлайду», улар униң авази билән әгишип маңиду. Адәттә қойчиниң қойларни «һайдаш»ниң һеч һаҗити йоқ.\ft*\f* \v 5 Лекин улар ят адәмниң кәйнидин маңмайду, бәлки униңдин қачиду; чүнки улар ятларниң авазини тонумайду. \m \v 6 Әйса бу тәмсилни уларға сөзләп бәргини билән, лекин улар униң өзлиригә немә дәватқанлиғини һеч чүшәнмиди. \v 7 Шуңа Әйса уларға йәнә мундақ деди: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қойларниң ишиги өзүмдурмән.\f □ \fr 10:7 \fr*\ft \+bd «қойларниң ишиги өзүмдурмән»\+bd* — Оттура Шәриқтә падичилар кечидә қойларни қоғдаш үчүн қотанниң ағзида тоғрисиға йетип ухлайду. Шуниң билән улар өзлирини «қойларниң ишиги» дәйду. Ундақ қойчилар һәр күни «өз қойлири үчүн җенини пида қилиду».\ft*\f* \v 8 Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди.\f □ \fr 10:8 \fr*\ft \+bd «Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди»\+bd* — бу йәрдә Әйсаниң көздә тутқини Тәвраттики пәйғәмбәрләр әмәс, бәлки өзлирини «Исраилни баққучилар» дәп ативалғанлар — йәни Пәрисийләр, баш каһинлар, Тәврат устазлири, Йәһудий ақсақаллири, шундақла өзидин илгири пәйда болған «сахта Мәсиһләр» (мәсилән, «Рос.» 5:36-37)дин ибарәт. Исраилға баққучи болуш керәк болғанлар әксичә падидин пайда-мәнпәәт алидиғанларға айландурулған («Йәр.» 23-бап, «Әз.» 34-бапни көрүң).\ft*\f* \v 9 Ишик өзүмдурмән. Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип, от-чөпләрни тепип йейәләйду. \x + \xo 10:9 \xo*\xt Юһ. 14:6.\xt*\x* \v 10 Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам уларни һаятлиққа еришсун вә шу һаятлиғи мол болсун дәп кәлдим.\f □ \fr 10:10 \fr*\ft \+bd «Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду»\+bd* — «өлтүрүш» грек тилида «боғузлаш».\ft*\f* \m \v 11 Яхши падичи өзүмдурмән. Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду. \f □ \fr 10:11 \fr*\ft \+bd «Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду»\+bd* — «\+bd яхши\+bd* падичи» болғандин кейин башқа хил падичилар боламду? Бу тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 10:11 \xo*\xt Йәш. 40:11; Әз. 34:11, 12, 15, 22, 23; Мик. 1:14; Ибр. 13:20; 1Пет. 5:4.\xt*\x* \v 12 Лекин мәдикар ундақ қилмайду. У бәлки нә қойларниң егиси нә падичиси болмиғачқа, бөриниң кәлгинини көрсә, қойларни ташлап қачиду вә бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду. \f □ \fr 10:12 \fr*\ft \+bd «бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду»\+bd* — яки «бөрә келип қойларни тутувелип тирипирән қиливетиду».\ft*\f* \x + \xo 10:12 \xo*\xt Зәк. 11:16.\xt*\x* \v 13 Әнди мәдикар болса пәқәт һәққини дәп ишләп, қойларға көңүл бөлмәй бәдәр қачиду. \m \v 14-15 Яхши падичи өзүмдурмән. Ата мени тониғинидәк мән атини тонуғинимдәк, мән өзүмниңкиләрни тонуймән вә өзүмниңкиләрму мени тонуйду; қойлар үчүн җеним пида. \x + \xo 10:14-15 \xo*\xt 2Тим. 2:19; Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 6:46; 7:29.\xt*\x* \v 16 Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк вә уларму авазимни аңлайду; шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду.\f □ \fr 10:16 \fr*\ft \+bd «Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк ... шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду»\+bd* — һеч қандақ шүбһә йоқки, мошу йәрдә «бу қотандин болмиған»лар Мәсиһкә етиқат қилидиған Йәһудий әмәсләрни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 10:16 \xo*\xt Әз. 37:22.\xt*\x* \m \v 17 Ата мени шу сәвәптин сөйидуки, мән җенимни қайтурувелишим үчүн уни пида қилимән. \x + \xo 10:17 \xo*\xt Йәш. 53:12.\xt*\x* \v 18 Җенимни һеч ким мәндин алалмайду, мән уни өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни пида қилишқа һоқуқлуқмән вә шундақла уни қайтурувелишқиму һоқуқлуқмән; бу әмирни Атамдин тапшурувалғанмән.\x + \xo 10:18 \xo*\xt Юһ. 2:19.\xt*\x* \m \v 19 Бу сөзләр түпәйлидин Йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш пәйда болди. \x + \xo 10:19 \xo*\xt Юһ. 7:12; 9:16.\xt*\x* \v 20 Улардин көп адәмләр: \m — Униңға җин чаплишипту, у җөйлүватиду, немә үчүн униң сөзигә қулақ салғидәксиләр? — дейишти.\x + \xo 10:20 \xo*\xt Юһ. 7:20; 8:48, 52.\xt*\x* \m \v 21 Йәнә бәзиләр болса: \m — Җин чаплашқан адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин қандақму қариғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.\x + \xo 10:21 \xo*\xt Мис. 4:11; Зәб. 93:9; 145:8.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң чәткә қеқилиши \m \v 22 Қиш пәсли болуп, Йерусалимда «Қайта беғишлаш һейти» өткүзүлүвататти. \f □ \fr 10:22 \fr*\ft \+bd «Қайта беғишлаш һейти»\+bd* — (ибадәтханини) «қайта беғишлаш һейти» болса миладийәдин илгири 164-жили «Йәһуда Маккабус» ибадәтханини Юнандикиләрниң бутпәрәслигидин қайтурувелип, уни қайтидин Худаниң йолиға атап беғишлиғанлиғини тәбрикләйдиған һейт. Бу һейт Йәһудийлар арисида һазирғичә «Ханнукаһ» дәп атилиду.\ft*\f* \v 23 Әйса ибадәтханидики «Сулайманниң пешайвини»да айлинип жүрәтти. \x + \xo 10:23 \xo*\xt 1Пад. 6:3; Рос. 3:11; 5:12.\xt*\x* \v 24 Йәһудийлар униң әтрапиға олишивелип: \m — Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән? Әгәр Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.\f □ \fr 10:24 \fr*\ft \+bd «Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?»\+bd* — грек тилида «җенимизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?».\ft*\f* \m \v 25 Әйса мундақ җавап бәрди: \m — Мән силәргә ейттим, лекин ишәнмәйсиләр. Атамниң нами билән қилған әмәллиримниң өзи маңа гувалиқ бериду. \x + \xo 10:25 \xo*\xt Юһ. 5:36.\xt*\x* \v 26 Бирақ мән силәргә ейтқинимдәк, силәр етиқат қилмидиңлар, чүнки мениң қойлиримдин әмәссиләр. \v 27 Мениң қойлирим мениң авазимни аңлайду, мән уларни тонуймән вә улар маңа әгишиду. \x + \xo 10:27 \xo*\xt Юһ. 8:47.\xt*\x* \v 28 Мән уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән; улар әсла һалак болмайду. Һеч ким уларни қолумдин тартивалалмайду. \x + \xo 10:28 \xo*\xt Юһ. 6:39; 17:12; 18:9.\xt*\x* \v 29 Уларни маңа тәқдим қилған атам һәммидин үстүндур вә һеч ким уларни атамниң қолидин тартивалалмайду. \v 30 Мән вә Ата \add әслидинла\add* бирдурмиз.\f □ \fr 10:30 \fr*\ft \+bd «Мән вә Ата әслидинла бирдурмиз»\+bd* — «Қан» 32:39ни көрүң. Мошу йәрдә Мәсиһниң «бир» дегини, жуқурида тилға елинған ишлирида өзиниң Худаата билән биргә бир болғанлиғини тәкитләйду.\ft*\f* \x + \xo 10:30 \xo*\xt Йәш. 54:5; Юһ. 5:19; 14:9; 17:5.\xt*\x* \m \v 31 Буниң билән Йәһудийлар йәнә уни чалма-кесәк қилишмақчи болуп, йәрдин қоллириға таш елишти.\x + \xo 10:31 \xo*\xt Юһ. 8:59; 11:8.\xt*\x* \m \v 32 Әйса уларға: — Атамдин кәлгән нурғун яхши әмәлләрни силәргә көрсәттим. Бу әмәлләрниң қайсиси үчүн мени чалма-кесәк қилмақчисиләр? — деди. \m \v 33 — Сени яхши бир әмәл үчүн әмәс, бәлки күпүрлүк қилғиниң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки сән бир инсан туруқлуқ, өзүңни Худа қилип көрсәттиң! — деди Йәһудийлар җававән.\x + \xo 10:33 \xo*\xt Юһ. 5:18.\xt*\x* \m \v 34 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: \m — Силәргә тәвә муқәддәс қанунда «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» дәп пүтүлгән әмәсму? \f □ \fr 10:34 \fr*\ft \+bd «Силәргә тәвә муқәддәс қанун»\+bd* — 8:17 вә изаһатини көрүң. \+bd «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр»\+bd* — бу сөзләр «Зәб.» 81:6дә тепилиду. Толуқ ейтсақ «Мән ейттим: — Силәр илаһлар екәнсиләр; һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллирисиләр» дегән болуп, бу сөз әслидә сот мәҗлисигә қатнашқан «илаһлар»ға, йәни Худаниң хәлқигә сорақчи болған яки өз хәлқи арисида һәр қандақ һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләргә ейтилған еди. Улар мошу ишта, һәммини сорақ қилғучи Худаға охшап кәткәчкә, «илаһлар» дейилиду. 35-36-айәт вә изаһатини көрүң. «Зәб.» 82:1дики изаһатниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 10:34 \xo*\xt Зәб. 81:6\xt*\x* \v 35 Худа өз сөз-каламини йәткүзгәнләрни «илаһлар» дәп атиған йәрдә (вә муқәддәс язмиларда ейтилғини һәргиз күчтин қалмайду) \v 36 немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр? \f □ \fr 10:36 \fr*\ft \+bd «Немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр?»\+bd* — бу 36-айәт бойичә, Худа «Зәбур»да «Худаниң \+bd сөз-калами йәткүзүлгәнләр\+bd*»ни «илаһлар» дәп атиған йәрдә, \+bd Худаниң Сөз-Каламиниң Өзи\+bd* дунияға кәлгәндә, «Худаниң Оғлимән» десә, бу қандақму күпүрлүк болиду?\ft*\f* \x + \xo 10:36 \xo*\xt Юһ. 5:1; 6:27.\xt*\x* \v 37 Әгәр Атамниң әмәллирини қилмисам, маңа ишәнмәңлар. \x + \xo 10:37 \xo*\xt Юһ. 15:24.\xt*\x* \v 38 Бирақ қилсам, маңа ишәнмигән һаләттиму, әмәлләрниң өзлиригә ишиниңлар. Буниң билән Атиниң мәндә екәнлигини, мениңму Атида екәнлигимни һәқ дәп билип етиқат қилидиған болисиләр.\x + \xo 10:38 \xo*\xt Юһ. 14:11; 17:21.\xt*\x* \m \v 39 Буниң билән улар йәнә уни тутмақчи болди, бирақ у уларниң қоллиридин қутулуп, у йәрдин кәтти. \x + \xo 10:39 \xo*\xt Луқа 4:29; Юһ. 8:59.\xt*\x* \v 40 Андин у йәнә Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни Йәһя \add пәйғәмбәр\add* дәслипидә адәмләрни чөмүлдүргән җайға берип, у йәрдә турди.\x + \xo 10:40 \xo*\xt Юһ. 1:28; 3:23.\xt*\x* \m \v 41 Нурғун кишиләр униң йениға кәлди. Улар: \m — Йәһя һеч мөҗизилик аламәт көрсәтмигән, лекин униң бу адәм тоғрисида барлиқ ейтқанлири раст екән! — дейишти. \v 42 Шуниң билән нурғунлиған кишиләр бу йәрдә униңға етиқат қилди. \b \b \m \c 11 \s1 Лазарусниң өлүми \m \v 1 Лазарус дегән бир адәм кесәл болуп қалған еди. У Мәрйәм вә һәдиси Марта турған, Бәйт-Ания дегән кәнттә туратти \v 2 (бу Мәрйәм болса, Рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди).\f □ \fr 11:2 \fr*\ft \+bd «бу Мәрйәм болса, рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди»\+bd* — бу иш дәсләптә «Мат.» 26:6-13 вә «Мар.» 14:3-9дә вә кейин «Юһ.» 12:3-8дә хатирилиниду. Юһанна оқурмәнләр бу иштин Инҗилдики башқа «баянлар» арқилиқ аллиқачан хәвәр тапқан, дәп пәрәз қилиду.\ft*\f* \x + \xo 11:2 \xo*\xt Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 12:3.\xt*\x* \m \v 3 Лазарусниң һәдилири Әйсаға хәвәрчи әвәтип: «И Рәб, мана сән сөйгән \add достуң\add* кесәл болуп қалди» дәп йәткүзди. \m \v 4 Лекин Әйса буни аңлап: \m — Бу кесәлдин өлүп кәтмәйду, бәлки бу арқилиқ Худаниң Оғли улуқлинип, Худаниң шан-шәриви аян қилиниду — деди.\x + \xo 11:4 \xo*\xt Юһ. 9:3; 11:40.\xt*\x* \m \v 5 Әйса Марта, сиңлиси вә Лазарусни толиму сөйәтти. \v 6 Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди.\f □ \fr 11:6 \fr*\ft \+bd «Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди»\+bd* — бу айәттики «шуңа» бәлким оқурмәнләрни һәйран қалдуриду. Биздә қилчә шүбһә йоқки, Худа Өзини сөйгәнләрниму интайин сөйгәчкә, уларниң Худаниң һәқиқий шан-шәриви вә улуқлуғини көрүп чүшиниши, шундақла етиқатиниң күчәйтилиши үчүн бәзидә бешимиздин бу ишқа охшап кетидиған азаплиқ ишларни өткүзиду (15-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 7 Андин кейин у мухлислириға: \m — Йәһудийәгә қайта барайли! — деди. \m \v 8 Мухлислири униңға: \m — Устаз, йеқиндила \add у йәрдики\add* Йәһудийлар сени чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсән? — дейишти.\f □ \fr 11:8 \fr*\ft \+bd «Устаз»\+bd* — грек тилида «Рабби».\ft*\f* \x + \xo 11:8 \xo*\xt Юһ. 8:59; 10:31.\xt*\x* \m \v 9 Әйса мундақ деди: \m — Күндүздә он икки саат бар әмәсму? Күндүзи йол маңған киши путлашмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду. \v 10 Лекин кечиси йол маңған киши путлишар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур. \m \v 11 Бу сөзләрни ейтқандин кейин, у: \m — Достимиз Лазарус ухлап қалди; мән уни уйқисидин ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.\x + \xo 11:11 \xo*\xt Мат. 9:24; Мар. 5:39; Луқа 8:52.\xt*\x* \m \v 12 Шуңа мухлислар униңға: \m — И Рәб, ухлиған болса, яхши болуп қалиду, — деди. \m \v 13 Һалбуки, Әйса Лазарусниң өлүми тоғрилиқ ейтқан еди, лекин улар у дәм елиштики уйқини дәватиду, дәп ойлашти. \v 14 Шуңа Әйса уларға очуғини ейтип: \m — Лазарус өлди, — деди. \v 15 — Бирақ силәрни дәп, силәрниң етиқат қилишиңлар үчүн, \add униң қешида\add* болмиғанлиғимға хошалмән. Әнди униң йениға барайли, — деди. \m \v 16 «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа мухлисдашлириға: \m — Бизму униң билән биллә барайли һәм униң билән биллә өләйли, — деди.\f □ \fr 11:16 \fr*\ft \+bd ««Қош гезәк» дәп атилидиған Томас»\+bd* — дрек тилида ««Дидимос» дәп атилидиған Томас».\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң Лазарусни тирилдүрүши \m \v 17 Әйса мухлислири билән Бәйт-Анияға барғанда, Лазарусниң йәрликкә қоюлғиниға аллиқачан төрт күн болғанлиғи униңға мәлум болди. \v 18 Бәйт-Ания Йерусалимға йеқин болуп, униңдин алтә чақиримчә жирақлиқта еди, \f □ \fr 11:18 \fr*\ft \+bd «алтә чақирим»\+bd* — грек тилида «он бәш стадийон». Бир «стадийон» 185 метр еди.\ft*\f* \v 19 шуниң билән нурғун Йәһудийлар Марта билән Мәрйәмгә иниси тоғрисида тәсәлли бәргили уларниң йениға кәлгән еди. \v 20 Марта әнди Әйсаниң келиватқинини аңлапла, униң алдиға чиқти. Лекин Мәрйәм болса өйидә олтирип қалди. \m \v 21 Марта әнди Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти. \v 22 Һелиһәм Худадин немини тилисәң, Униң саңа шуни беридиғанлиғини билимән, — деди. \m \v 23 — Иниң қайта тирилиду, — деди Әйса. \m \v 24 Марта: \m — Ахирқи күнидә, йәнә тирилиш күнидә униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.\x + \xo 11:24 \xo*\xt Дан. 12:2; Луқа 14:14; Юһ. 5:29.\xt*\x* \m \v 25 Әйса униңға: — Тирилиш вә һаятлиқ мән өзүмдурмән; маңа етиқат қилғучи киши өлсиму, һаят болиду; \x + \xo 11:25 \xo*\xt Юһ. 1:4; 3:16, 36; 5:24; 6:47; 14:6; 1Юһа. 5:10.\xt*\x* \v 26 вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән?\x + \xo 11:26 \xo*\xt Юһ. 6:51.\xt*\x* \m \v 27 У униңға: — Ишинимән, и Рәб; сениң дунияға келиши муқәррәр болған Мәсиһ, Худаниң Оғли екәнлигиңгә ишинимән.\x + \xo 11:27 \xo*\xt Мат. 16:16; Мар. 8:29; Луқа 9:20; Юһ. 6:69.\xt*\x* \m \v 28 Буни дәп болуп, у берип сиңлиси Мәрйәмни астиғина чақирип: \m — Устаз кәлди, сени чақириватиду, — деди. \m \v 29 Мәрйәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, униң алдиға барди \v 30 (шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди). \v 31 Әнди \add Мәрйәмгә\add* тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти. \m \v 32 Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип: \m — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди. \m \v 33 Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә: \f □ \fr 11:33 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Әйса\+bdit*... роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди» —Әйса немигә шундақ инкас қайтурди? Бизниңчә, бу униң гунаниң инсанларни өлүмгә вә һалакәткә, җүмлидин Шәйтанниң илкигә елип барғанлиғи түпәйлидин болған паракәндичилик вә пиған-қайғуға қарап, бу ишлардин қаттиқ һаяҗанланғанлиғи вә бәлким ғәзәпләнгәнлигини көрситиду.\ft*\f* \v 34 — Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. \m — И Рәб, келип көргин, — дейишти улар. \m \v 35 Әйса көз йеши қилди. \f □ \fr 11:35 \fr*\ft \+bd «Әйса көз йеши қилди»\+bd* — Әйсаниң көз яшлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохталмисақ болмайду.\ft*\f* \x + \xo 11:35 \xo*\xt Луқа 19:41.\xt*\x* \v 36 Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти. \v 37 Вә улардин бәзилири: \m — Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти. \m \v 38 Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди. \v 39 Әйса: \m — Ташни еливетиңлар! — деди. \m Өлгүчиниң һәдиси Марта: \m — И Рәб, йәрликкә қойғили төрт күн болди, һазир у пурап кәткәнду, — деди. \m \v 40 Әйса униңға: \m — Мән саңа: «Етиқат қилсаң, Худаниң шан-шәривини көрисән» дегән едимғу! — деди. \m \v 41 Буниң билән халайиқ ташни еливәтти. Әйса көзлирини асманға тикип мундақ дуа қилди: \m — И Ата, тилигимни аңлиғиниң үчүн саңа тәшәккүр ейтимән. \v 42 Тиләклиримни һемишә аңлайдиғанлиғиңни билимән; лекин шундақ болсиму, әтрапимдики мошу халайиқ сениң мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун дәп, буни ейтиватимән!\x + \xo 11:42 \xo*\xt Юһ. 12:30.\xt*\x* \m \v 43 Бу сөзләрни қилғандин кейин, у жуқури авазда: \m — Лазарус, ташқириға чиқ! — дәп товлиди. \m \v 44 Өлгүчи қол-путлири кепәнләнгән, еңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Әйса уларға: \m — Кепәнни йешиветип, уни азат қилиңлар! — деди.\x + \xo 11:44 \xo*\xt Юһ. 20:7.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсани өлтүрүш сүйқәсти \r Мат. 26:1-5; Мар. 14:1-2; Луқа 22:1-2 \m \v 45 Мәрйәмниң йениға пәтә қилип келип, униң әмиллирини көргән Йәһудийлар ичидин нурғунлири униңға етиқат қилди. \v 46 Лекин уларниң ичидә бәзилири Пәрисийләрниң йениға берип, Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти. \v 47 Шуңа баш каһинлар вә Пәрисийләр Йәһудийларниң кеңәшмисини жиғип: \m — Қандақ қилишимиз керәк? Бу адәм нурғун мөҗизилик аламәтләрни яритиватиду. \x + \xo 11:47 \xo*\xt Зәб. 2:2; Мат. 26:3; Мар. 14:1; Луқа 22:2; Рос. 4:27.\xt*\x* \v 48 Униңға шундақ йол қоюп беривәрсәк, һәммә адәм униңға етиқат қилип кетиду. Шундақ болғанда, Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.\f □ \fr 11:48 \fr*\ft \+bd «Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду!»\+bd* — «бу бизниң җайимиз» бизниңчә ибадәтханини көрсәтсә керәк. Ениқки, бу адәмләрниң ибадәтханини «Худаниң» демәйду, бәлки «бизниң» дәйду. Уларниң гепидин рошәнки, өзиниң мәнпәәтини биринчи орунға қойиду, өз хәлқиниң теч-аманлиғини иккинчи орунға қойиду. \ft*\fp «Бу бизниң җайимиз» башқа бир хил тәрҗимиси: «бизниң бу орнимиз» (демәк, мәнсивимиз).\fp*\f* \m \v 49 Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш каһин болған Қаяфа: \m — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр! \v 50 Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң әвзәллигини чүшинип йәтмәйдикәнсиләр, — деди \x + \xo 11:50 \xo*\xt Юһ. 18:14.\xt*\x* \v 51-52 (бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн, Әйсаниң \add Йәһудий\add* хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға тарқилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғидин алдин бешарәт берип шундақ дегән еди).\f □ \fr 11:51-52 \fr*\ft \+bd «бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн... алдин бешарәт берип шундақ дегән еди»\+bd* — демәк, гәрчә у өзи худасиз адәм болсиму, Тәврат бекиткән орунда турғач, Муқәддәс Роһ униң арқилиқ (өзиниң дәватқининиң мәнасини толуқ чүшәнмигән һалда) бешарәт бәрди.\ft*\f* \x + \xo 11:51-52 \xo*\xt Әф. 2:14, 15, 16.\xt*\x* \m \v 53 Шуниң билән улар мәслиһәтлишип, шу күндин башлап Әйсани өлтүрүветишни қәстлиди. \v 54 Шуниң үчүн Әйса әнди Йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәйтти, у у йәрдин айрилип чөлгә йеқин райондики Әфраим исимлиқ бир шәһиригә берип, мухлислири билән у йәрдә турди. \m \v 55 Әнди Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған еди. Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн, һейттин илгири йезилардин Йерусалимға келишти. \f □ \fr 11:55 \fr*\ft \+bd «Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн...»\+bd* — мошу йәрдики «таһарәт» тоғрилиқ: Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси өлүк бир нәрсигә, қанға яки мәлум кесәл ярисиға тегип кәткән болса, «напак» дәп һесаплинатти вә шундақла пак һесаплиниш үчүн жуюнуши керәк вә йәнә бәзи әһваллардиму қурбанлиқ қилиши керәк еди. Униң үстигә пәрисийләр вә «Тәврат устазлири» өзлүгидин бу ишларға нурғун башқа мурәккәп қаидиләрни қошувалған еди. Мәсилән, «Мар.» 7:3-4ни көрүң. Шуңа «таһарәт»ни өткүзүшкә бәзидә хелә вақит керәк болған. \+bd «Йерусалимға келишти»\+bd* — грек тилида «Йерусалимға чиқишти».\ft*\f* \v 56 Шуниң билән биллә шу кишиләр Әйсани издәшти. Улар ибадәтханида жиғилғанда бир-биригә: \m — Қандақ ойлаватисиләр? У һейт өткүзгили кәлмәсму? — дейишти.\x + \xo 11:56 \xo*\xt Юһ. 7:11.\xt*\x* \m \v 57 Баш каһинлар билән Пәрисийләр болса уни тутуш үчүн, һәр кимниң униң қәйәрдилигини билсә, мәлум қилиши тоғрилиқ пәрман чиқарған еди. \b \b \m \c 12 \s1 Мәрйәмниң Әйсани әтирлиши \r Мат. 26:6-13; Мар. 14:3-9 \m \v 1 Өтүп кетиш һейтидин алтә күн илгири, Әйса өзи өлүмдин тирилдүргән Лазарус туруватқан җай — Бәйт-Анияға кәлди.\x + \xo 12:1 \xo*\xt Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 11:2.\xt*\x* \v 2 Шу вәҗидин улар у йәрдә униңға зияпәт бәрди. Марта меһманларни күтүвататти; Лазарус болса Әйса билән һәмдәстихан болғанларниң бири еди. \v 3 Мәрйәм әнди наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ әкилип, Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти. Әтирниң хуш пуриғи өйни бир алди.\f □ \fr 12:3 \fr*\ft \+bd «наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ»\+bd* — «бир қадақ» (грек тилида «бир литра») — Римлиқларниң қадиқи, тәхминән 325 грам. \+bd «Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти»\+bd* — яки «Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни путлириға сүрди».\ft*\f* \v 4 Лекин униң мухлислиридин бири, йәни униңға пат арида сатқунлуқ қилғучи, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийот: \m \v 5 — Немишкә бу \add қиммәт баһалиқ\add* әтир кәмбәғәлләргә сәдиқә қилип берилишкә үч йүз динарға сетилмиди? — деди\f □ \fr 12:5 \fr*\ft \+bd «үч йүз динар»\+bd* — шу чағда аддий бир ишчиниң жиллиқ киримигә тәң болатти.\ft*\f* \x + \xo 12:5 \xo*\xt Мар. 14:5.\xt*\x* \v 6 (у бу сөзни кәмбәғәлләрниң ғемини йегәнлиги үчүн әмәс, бәлки оғри болғанлиғи үчүн дегән еди; чүнки у \add мухлисларниң ортақ\add* һәмянини сақлиғучи болуп, дайим униңға селинғинидин оғриливалатти).\x + \xo 12:6 \xo*\xt Юһ. 13:29.\xt*\x* \m \v 7 Әнди Әйса: — Аялни өз ихтияриға қойғин! Чүнки у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур;\f □ \fr 12:7 \fr*\ft \+bd «у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «у шундақ қилип мениң дәпнә күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду».\ft*\f* \x + \xo 12:7 \xo*\xt Мар. 14:8.\xt*\x* \v 8 чүнки кәмбәғәлләр һемишә силәр билән биллә болиду, лекин мән һемишә силәр билән биллә болмаймән, — деди.\x + \xo 12:8 \xo*\xt Қан. 15:11; Мат. 26:11; Мар. 14:7.\xt*\x* \b \m \s1 Баш каһинларниң Лазарусни өлтүрүш сүйқәсти \m \v 9 Зор бир топ Йәһудийлар униң шу йәрдә екәнлигидин хәвәр тепип, шу йәргә кәлди. Уларниң келиши ялғуз Әйсани дәпла әмәс, йәнә у өлүмдин тирилдүргән Лазарусниму көрүш үчүн еди. \x + \xo 12:9 \xo*\xt Юһ. 11:44.\xt*\x* \v 10 Лекин баш каһинлар болса Лазарусниму өлтүрүшни мәслиһәтләшкән еди; \v 11 Чүнки униң сәвәвидин нурғун Йәһудийлар өзлиридин чекинип Әйсаға етиқат қиливататти. \b \m \s1 Йерусалимға тәнтәнилик билән кириш \r Мат. 21:1-11; Мар. 11:1-11; Луқа 19:28-40 \m \v 12 Әтиси, «\add өтүп кетиш\add* һейти»ни өткүзүшкә кәлгән зор бир топ халайиқ Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлап, \x + \xo 12:12 \xo*\xt Мат. 21:8; Мар. 11:8; Луқа 19:36.\xt*\x* \v 13 қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда уни қарши алғили чиқишти вә: «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» дәп вақирашти.\f □ \fr 12:13 \fr*\ft \+bd «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!»\+bd* — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 12:13 \xo*\xt Зәб. 117:25, 26.\xt*\x* \v 14 Әйса бир тәхәйни тепип, униңға минди; худди \add муқәддәс язмиларда\add* мундақ пүтүлгәндәк: — \b \m \v 15 «Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!».\f □ \fr 12:15 \fr*\ft \+bd «Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!»\+bd* — «Зәк.» 9:9. «Зион қизи» Йерусалимда туруватқанларни, шундақла барлиқ Йәһудий хәлқини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 12:15 \xo*\xt Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Мат. 21:5.\xt*\x* \b \m \v 16 Әйни чағда униң мухлислири бу ишларни чүшәнмәйтти, лекин Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин, бу сөзләрниң униң тоғрилиқ пүтүлгәнлигини, шундақла бу ишларниң дәрвәқә униңда шундақ йүз бәргәнлигини есигә кәлтүрди.\f □ \fr 12:16 \fr*\ft \+bd «Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин...»\+bd* — униң өлүмдин тирилип әршкә көтирилгәнлигини көрситиду.\ft*\f* \m \v 17 Әнди у Лазарусни қәбирдин чақирип тирилдүргән чағда униң билән биллә болған халайиқ болса, бу ишқа гувалиқ беривататти. \v 18 Әйса яратқан бу мөҗизилик аламәтниму аңлиғачқа, уни қарши елишқа шу бир топ адәмләр чиқишқан еди. \v 19 Пәрисийләр болса бир-биригә: \m — Қараңлар, \add барлиқ\add* қилғиниңлар бекар кәтти! Мана әнди пүткүл җаһан униңға әгәшмәктә! — дейишти.\x + \xo 12:19 \xo*\xt Юһ. 11:47.\xt*\x* \b \m \s1 Грекларниң Әйса билән көрүшүшни тәләп қилиши — униң өз өлүми тоғрилиқ сөзлиши \m \v 20 Өтүп кетиш һейтида ибадәт қилғили кәлгәнләр арисида бир нәччә грекларму бар еди. \x + \xo 12:20 \xo*\xt Рос. 8:27.\xt*\x* \v 21 Булар әнди Галилийәниң Бәйт-Саида йезисидин болған Филипниң йениға келип: \m — Әпәндим, биз Әйса билән көрүшсәк, — дәп тәләп қилишти.\x + \xo 12:21 \xo*\xt Юһ. 1:45.\xt*\x* \m \v 22 Филип берип буни Андриясқа ейтти. Андин Андрияс вә Филип иккиси Әйсаға мәлум қилди. \m \v 23 Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: \m — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди. \f □ \fr 12:23 \fr*\ft \+bd «Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди...»\+bd* — грекләрниң (22-айәттики) тәливигә бу сирлиқ сөзләр қандақ җавап болиду? Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 12:23 \xo*\xt Юһ. 13:32; 17:1.\xt*\x* \v 24 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду. \f □ \fr 12:24 \fr*\ft \+bd «буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду»\+bd* — Мәсиһниң «уруқниң өлүши» дегини бир хил охшитиштур. Уруқ йәргә чүшүп «өлмисә» бир тал пети қеливериду. Тупраққа чүшкәндә «өлсә», униңдин нурғун уруқ мевиләйду.\ft*\f* \x + \xo 12:24 \xo*\xt 1Кор. 15:36.\xt*\x* \v 25 Кимдәким өз һаятини айиса униңдин мәһрум болиду; лекин бу дунияда өз һаятидин нәпрәтләнсә, уни мәңгүлүк һаятлиққа сақлалайду. \f □ \fr 12:25 \fr*\ft \+bd «кимдәким өз һаятини айиса..»\+bd* — «айиса» грек тилида «сөйисә» яки «амрақ болса».\ft*\f* \x + \xo 12:25 \xo*\xt Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33.\xt*\x* \v 26 Кимдәким хизмитимдә болушни халиса, маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, мениң хизмәтчимму шу йәрдә болиду. Кемдәким мениң хизмитимдә болса, Ата униңға иззәт қилиду.\x + \xo 12:26 \xo*\xt Юһ. 14:3; 17:24.\xt*\x* \m \v 27 Һазир җеним қаттиқ азаплиниватиду. Мән немә дейишим керәк? «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму? Лекин мән дәл мошу вақит-саат үчүн кәлдим. \f □ \fr 12:27 \fr*\ft \+bd «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму?»\+bd* — Бу «саат» униң келидиған азап-оқубәтләрни тартидиғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 12:27 \xo*\xt Мат. 26:37,38,39; Мар. 14:34; Луқа 22:44.\xt*\x* \v 28 Ата, намиңға шан-шәрәп кәлтүргин!». \m Шуан, асмандин бир аваз аңлинип: \m — Униңға шан-шәрәп кәлтүрдүм вә йәнә униңға шан-шәрәп кәлтүримән!» — дейилди. \m \v 29 Буни аңлиған шу йәрдә турған халайиқ: \m — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. \m Йәнә бәзиләр болса: \m — Бир пәриштә униңға гәп қилди, — дейишти. \m \v 30 Әйса болса җававән: — Бу аваз мени дәп әмәс, силәрни дәп чүшти. \x + \xo 12:30 \xo*\xt Юһ. 11:42.\xt*\x* \v 31 Әнди дунияниң үстигә һөкүм чиқирилиш вақти кәлди; һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди. \f □ \fr 12:31 \fr*\ft \+bd «һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди»\+bd* — «бу дунияниң һөкүмдари» — Шәйтанни көрситиду. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 12:31 \xo*\xt Юһ. 14:30; 16:11; Кол. 2:15.\xt*\x* \v 32 Вә мән болсам, йәрниң үстидин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни өзүмгә җәлип қилип тартимән, — деди \x + \xo 12:32 \xo*\xt Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:14; 8:28.\xt*\x* \v 33 (униң буни дегини өзиниң қандақ өлүм билән өлидиғанлиғини көрсәткини еди). \m \v 34 Халайиқ буниңға җававән униңдин: \m — Биз муқәддәс қанундин Мәсиһниң әбәткичә қалидиғинини аңлиған; сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?! Бу қандақму «Инсаноғли» болсун? — дәп сориди.\f □ \fr 12:34 \fr*\ft \+bd «сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?!»\+bd* — халайиқниң «Инсаноғли» (Мәсиһ) тоғрилиқ көздә тутқини Мәсиһниң улуқлуғини көрситидиған «Яр.» 49:10, «Зәб.» 88:36-38, 109:2, «Йәш.» 9:7, «Әз.» 37:25, «Дан.» 7:14 Иди.\ft*\f* \x + \xo 12:34 \xo*\xt 2Сам. 7:16; 1Тар. 22:10; Зәб. 44:7-8; 88:37; 110:4; Йәш. 9:5; Йәр. 23:6; Әз. 37:26; Дан. 2:44; 7:14, 27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.\xt*\x* \m \v 35 Шуңа Әйса уларға: — Нурниң араңларда болидиған вақти узун болмайду. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, нур бар вақтида \add униңда\add* меңиңлар; қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду. \x + \xo 12:35 \xo*\xt Йәр. 13:16; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Әф. 5:8; 1Тес. 5:4\xt*\x* \v 36 Нур араңларда бар вақитта, униңға ишиниңлар; буниң билән нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди. \m Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, улардин айрилип йошурунувалди. \b \m \s1 Йәһудий хәлқиниң Мәсиһни рәт қилиши \m \v 37 Гәрчә у уларниң көз алдида шунчә тола мөҗизилик аламәт көрсәткән болсиму, улар техи униңға етиқат қилмиди. \v 38 Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида алдин-ала көрситилгән бешарәт дәл әмәлгә ашурди: \m «И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән? \m Һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?»\f □ \fr 12:38 \fr*\ft \+bd «И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән?» һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?»\+bd* — «Йәш.» 53:1. «Пәрвәрдигарниң билиги» — бир зат, йәни дәл Худаниң Мәсиһи болса керәк («Йәш.» 53:2, 3-айәтниму көрүң).\ft*\f* \x + \xo 12:38 \xo*\xt Йәш. 53:1; Рим. 10:16.\xt*\x* \b \m \v 39-40 Халайиқниң етиқат қилмиғининиң сәвәви дәл шуки (худди Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқандәк): \b \m «\add Пәрвәрдигар\add* уларниң көзлирини кор, \m Қәлбини таш қилди; \m Мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, \m Қәлбиниң чүшинип, \m \add Гуналиридин\add* йенишиниң алдини елиш үчүндур; \m Болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим, — \add дәйду Пәрвәрдигар\add*».\f □ \fr 12:39-40 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди»\+bd* — мошу йәрдә «Пәрвәрдигар» грек тилида «У». \+bd «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди; мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, қәлбиниң чүшинип, гуналиридин йенишиниң алдини елиш үчүндур; болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим»\+bd* — «Йәш.» 6:10.\ft*\f* \x + \xo 12:39-40 \xo*\xt Йәш. 6:9, 10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Рос. 28:26; Рим. 11:8\xt*\x* \b \m \v 41 Бу сөзләрни Йәшая \add пәйғәмбәр\add* \add Мәсиһниң\add* шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди.\f □ \fr 12:41 \fr*\ft \+bd «Бу сөзләрни Йәшая пәйғәмбәр Мәсиһниң шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди»\+bd* — грек тилида «униң шан-шәривини көрүп...» дейилиду. Кимниң шан-шәриви? Ениқки, «униң» мошу йәрдә Мәсиһниң өзини көрситиду. 37-, 39- вә 42-айәтни көрүң (кимгә етиқат қилиш керәк?). Толуқ иш «Йәш.» 6:1-13дә хатирилиниду. Йәшая бу бешарәтни бәргән чағда Пәрвәрдигар Худаниң шан-шәривини көргәчкә, хуласимиз шуки, «Мәсиһ Өзи Худаниң шан-шәриви вә ипадиси»дин ибарәттур.\ft*\f* \x + \xo 12:41 \xo*\xt Йәш. 6:1.\xt*\x* \m \v 42 Вәһаләнки, гәрчә һәтта Йәһудий ақсақаллиридинму нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди. \f □ \fr 12:42 \fr*\ft \+bd «нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди»\+bd* — Мошу йәрдә «синагог» Йәһудийларниң умумий җәмийитини көрситиду. «Синагогтин чиқирилиш» — кимки синагодтин чиқириветилсә, Йәһудийлар җәмийитидикиләр улар билән һеч барди-кәлди қилмайтти.\ft*\f* \x + \xo 12:42 \xo*\xt Юһ. 7:13; 9:22.\xt*\x* \v 43 Буниң сәвәви, улар инсанлардин келидиған иззәт-шөһрәтни Худадин келидиған иззәт-шөһрәттин яхши көрәтти.\x + \xo 12:43 \xo*\xt Юһ. 5:44.\xt*\x* \m \v 44 Бирақ Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: \m — Маңа етиқат қилғучи маңила әмәс, бәлки мени Әвәткүчигә етиқат қилғучидур. \v 45 Кимки мени көргүчи болса, мени Әвәткүчини көргүчи болиду. \x + \xo 12:45 \xo*\xt Юһ. 10:30; 14:9.\xt*\x* \v 46 Мән маңа етиқат қилғучилар қараңғулуқта қалмисун дәп, нур сүпитидә дунияға кәлдим. \x + \xo 12:46 \xo*\xt Йәш. 42:6; 49:6; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Рос. 13:47.\xt*\x* \v 47 Бириси сөзлиримни аңлап, уларни тутмиса, уни сораққа тартмаймән; чүнки мән дуниядикиләрни сораққа тартқили әмәс, бәлки дуниядикиләрни қутқузғили кәлдим. \x + \xo 12:47 \xo*\xt Юһ. 3:17; 9:39.\xt*\x* \v 48 Бирақ мени чәткә қаққучини, шундақла сөзлиримни қобул қилмиғанни болса, уни сораққа тартқучи бириси бар. У болсиму, мән ейтқан сөз-каламимдур. У ахирқи күни уни сораққа тартиду. \x + \xo 12:48 \xo*\xt Мар. 16:16; Юһ. 3:18; 8:24.\xt*\x* \v 49 Чүнки мән өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ, бәлки мени әвәткән Ата мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклигигә әмир бәргән. \f □ \fr 12:49 \fr*\ft \+bd «мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклиги»\+bd* — яки болмиса «мениң немә тәлим-әмир беришим вә немини сөзлишим керәклиги».\ft*\f* \x + \xo 12:49 \xo*\xt Қан. 18:18; Юһ. 3:11; 5:20; 7:16; 8:28; 14:10, 24; 16:13.\xt*\x* \v 50 Униң әмриниң мәңгүлүк һаятлиқ екәнлигини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Ата маңа буйруғинидәк сөзләймән. \b \b \m \c 13 \s1 Әйсаниң мухлислириниң путини жуюши \m \v 1 Өтүп кетиш һейтидин илгири, Әйса бу дуниядин айрилип, Атиниң йениға баридиған вақит-саатниң йетип кәлгәнлигини билди вә шуниң үчүн бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди.\f □ \fr 13:1 \fr*\ft \+bd «Әйса... бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди»\+bd* — бу муһәббәт бәлким төвәндики 1-20-айәтләрдә мухлислириниң путлирини жуюши, шундақла 13-18-бапларда хатириләнгәндәк уларға көрсәткән сәвир-тақәт, кәчүрүм, меһриванлиғини, андин ахирида улар үчүн өзини пида қилишиниң һәммисини өз ичигә алған болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 13:1 \xo*\xt Мат. 26:2; Мар. 14:1; Луқа 22:1.\xt*\x* \v 2 Әнди кәчлик тамақ йейиливатқан еди; Иблис аллибурун Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә Әйсаға сатқунлуқ қилиш вәсвәсисини салған еди.\x + \xo 13:2 \xo*\xt Луқа 22:3; Юһ. 13:2.\xt*\x* \v 3 Әйса Атиниң һәр ишни униң қолиға тапшурғинини, вә өзиниң Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға қайтидиғанлиғини билгәчкә,\x + \xo 13:3 \xo*\xt Мат. 11:27; 28:18; Юһ. 3:35\xt*\x* \v 4 дәстихандин туруп, тон-көйнигини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди. \v 5 Андин җавурға су қуюп, мухлисларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди. \v 6 Нөвәт Симон Петрусқа кәлгәндә, Петрус униңға: \m — И Рәб, путумни сән жуйсаң қандақ болғини?! — деди.\x + \xo 13:6 \xo*\xt Мат. 3:14.\xt*\x* \m \v 7 Әйса униңға: \m — Немә қиливатқинимни һазир билмәйсән, лекин кейин билисән, — деди. \m \v 8 Петрус: — Сән мениң путумни жуйсаң һәргиз болмайду! — деди. \m Әйса униңға җававән: — Сени юмисам, мениң билән тәң несивәң болмайду, — деди. \m \v 9 Симон Петрус: \m — И Рәб, ундақта пәқәт путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсән! — деди. \m \v 10 Әйса униңға: \m — Бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду. Силәр пакиз, лекин һәммиңлар әмәс, — деди \f □ \fr 13:10 \fr*\ft \+bd «...бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду»\+bd* — мошу сирлиқ гәпниң мәнаси немә? Бизниңчә Қутқузғучимизниң «пут жуюш» дегән бу һәрикити өзини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп крестлинишни қобул қилишиға бешарәт болиду. Шуңа, мухлислар буни қобул қилмиса болмайду. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 13:10 \xo*\xt Юһ. 15:3.\xt*\x* \v 11 (чүнки у өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти; шуниң үчүн у «Һәммиңларла пакиз әмәс» дегән еди). \x + \xo 13:11 \xo*\xt Юһ. 6:64.\xt*\x* \v 12 Шуниң билән у уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тон-көйнигини кийип, йәнә дәстиханға олтирип уларға мундақ деди: \m — Силәргә немә қилғинимни уқтуңларму? \v 13 Силәр мени «Устаз» вә «Рәб» дәйсиләр вә раст ейтисиләр, мән шундақтурмән. \x + \xo 13:13 \xo*\xt Мат. 23:8,10; 1Кор. 8:6; 12:3; Фил. 2:11.\xt*\x* \v 14 Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк. \f □ \fr 13:14 \fr*\ft \+bd «Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк»\+bd* — оқурмәнләр мухлисларниң Мәсиһни «устаз» андин «Рәб» дәйдиғанлиғини (13-айәт), лекин Мәсиһ болса өзини «Рәб» вә «устаз» дәйдиғанлиғини байқалайду (13-14-айәт) вә шундақла тәртипниң охшимаслиғиниң сәвәвини ойлалайду.\ft*\f* \x + \xo 13:14 \xo*\xt Гал. 6:1, 2.\xt*\x* \v 15 Мән силәргә қилғандәк силәрниңму һәм шундақ қилишиңлар үчүн бу үлгини қалдурдум. \x + \xo 13:15 \xo*\xt 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6.\xt*\x* \v 16 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду. \x + \xo 13:16 \xo*\xt Мат. 10:24; Луқа 6:40; Юһ. 15:20.\xt*\x* \v 17 Бу ишларни билгән екәнсиләр, шундақ қилсаңлар бәхитликсиләр! \b \m \s1 Әйсаниң сатқунлуқ билән тутулушини алдин-ала ейтиши \r Мат. 26:20-25; Мар. 14:17-21; Луқа 22:21-23 \m \v 18 Мән буларни һәммиңларға қаритип ейтмидим. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин \add муқәддәс язмиларда\add* алдин пүтүлгән: «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» дегән бу сөз әмәлгә ашурулмай қалмайду. \f □ \fr 13:18 \fr*\ft \+bd «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!»\+bd* — «Зәб.» 40:10ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:18 \xo*\xt Зәб. 40:10; Мат. 26:23; 1Юһа. 2:19.\xt*\x* \v 19 Мән бу иш йүз бериштин авал уни силәргә ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр. \f □ \fr 13:19 \fr*\ft \+bd «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр»\+bd* — яки «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «У» (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә ишинисиләр».\ft*\f* \x + \xo 13:19 \xo*\xt Юһ. 14:29; 16:4.\xt*\x* \v 20 Бәрһәқ, бәрһәқ, силәргә шуни ейтип қояйки, кимки мән әвәткән һәр қандақ бирисини қобул қилған болса, мени қобул қилған болиду; вә мени қобул қилғучилар мени Әвәткүчини қобул қилған болиду.\x + \xo 13:20 \xo*\xt Мат. 10:40; Луқа 10:16.\xt*\x* \m \v 21 Әйса бу сөзләрни ейтқандин кейин, роһта қаттиқ пиған чекип, мундақ гувалиқ бәрди: \m — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, араңларда бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду!\x + \xo 13:21 \xo*\xt Мат. 26:21; Мар. 14:18; Луқа 22:21; Рос. 1:17; 1Юһа. 2:19.\xt*\x* \m \v 22 Мухлислар кимни дәватқанлиғини биләлмәй, бир-биригә қарашти. \v 23 Әнди дәстиханда мухлислиридин бири Әйсаниң мәйдисигә йөлинип ятқан еди; у болса «Әйса сөйидиған мухлис» еди. \f □ \fr 13:23 \fr*\ft \+bd «Әйса сөйидиған мухлис»\+bd* — бәлким бу «баян»ниң муәллипи расул Юһанна. «Кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:23 \xo*\xt Юһ. 20:2; 21:7,20.\xt*\x* \v 24 Симон Петрус униңдин \add Әйсаниң\add* кимни дәватқинини сорап беқишини ишарәт қилди. \m \v 25 Шуниң билән у Әйсаниң мәйдисигә йөлинип туруп униңдин: \m — И Рәб, у кимдур? — дәп сориди. \m \v 26 Әйса җавап берип: \m — Бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур, — деди. Шуниң билән у бир чишләм нанни \add ашқа\add* төгүрүп, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди. \f □ \fr 13:26 \fr*\ft \+bd «бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур»\+bd* — дәстиханда олтирип бирисигә бир чишләм нанни ашқа төгүргән һалда сунуш чоңқур муһәббитини билдүрүш һәрикити еди.\ft*\f* \v 27 Йәһуда нанни еливиди, Шәйтан униң ичигә кирди. \m — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди Әйса униңға. \m \v 28 (Әнди дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси униң \add Йәһудаға\add* бу сөзләрни немә үчүн дегинини билмиди. \v 29 Йәһуда уларниң ортақ һәмянини тутқини үчүн, бәзиләр Әйса униңға: «Бизгә керәклик һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бирәр нәрсә бәр» дәватса керәк, дәп ойлашти).\x + \xo 13:29 \xo*\xt Юһ. 12:6.\xt*\x* \m \v 30 Йәһуда бу бир чишләм нанни елипла ташқириға чиқип кәтти (бу чағ кечә еди).\f □ \fr 13:30 \fr*\ft \+bd «бу чағ кечә еди»\+bd* — бу дегәнниң әсли мәнасидин башқа, көчмә мәнаси бардур. Жуқиридики 9:5, 11:9-10, 12:35-36дә Әйсаниң «күндүз» вә «қараңғулуқ» яки «кечә» тоғрилиқ сөзлирини көрүң.\ft*\f* \b \m \s1 Йеңи әмир \m \v 31 Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин, Әйса мундақ деди: \m — Әнди Инсаноғли улуқлинидиған вақит-саат йетип кәлди вә Худа у арқилиқ улуқлиниду. \v 32 Вә әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму Өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду. \f □ \fr 13:32 \fr*\ft \+bd «әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду»\+bd* — бизниң қаришимизчә «өзидә» мошу йәрдә «Худа Өзидә» дегәнни көрситиду. Бәзи алимлар мошу йәрдә «өзидә» «Мәсиһниң өзидә» дегәнни билдүриду, дәп қарайду. \+bd «Худаму Өзидә уни улуқлайду»\+bd* — яки (жуқуриқи изаһатта ейтилғандәк) «Худа уни (Инсаноғлиниң) өзидә улуқлайду». Бу муһим 31-32-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 13:32 \xo*\xt Юһ. 12:23; 17:1.\xt*\x* \v 33 Балилирим, силәр билән биллә болидиған йәнә азғина вақтим қалди. Силәр мени издәйсиләр, лекин мениң Йәһудийларға: «Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәп ейтқинимдәк, буни силәргиму ейтимән.\x + \xo 13:33 \xo*\xt Юһ. 7:34; 8:21.\xt*\x* \m \v 34 Силәргә йеңи бир әмир тапшуримәнки, «бир-бириңларни сөйүңлар». Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар. \x + \xo 13:34 \xo*\xt Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 15:12; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; Юһ. 3:23, 4:21.\xt*\x* \v 35 Араңларда бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммә адәм силәрниң мениң мухлислирим екәнлигиңларни билиду.\x + \xo 13:35 \xo*\xt 1Юһа. 2:5; 4:20.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини алдин-ала ейтиши \r Мат. 26:31-35; Мар. 14:27-31; Луқа 22:31-34 \m \v 36 Симон Петрус униңдин: \m — И Рәб, қәйәргә барисән? — дәп сориди. \m Әйса җававән: — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән, — деди.\f □ \fr 13:36 \fr*\ft \+bd «Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән»\+bd* — «кейин әгишип барисән» — Петрус җисманий тәрәптин (өлүмдин тирилип асманға көтирилиш йолида) Петрус Рәбгә әгишәлмиди, әлвәттә. Лекин Әйсаниң көздә тутқини роһий җәһәттики «Худаниң йолида пида болуш» еди. Шу тәрәптиму Петрус Әйсаға әгишишкә тәйяр болмиди. У авал Әйсадин тенип, андин қаттиқ товва қилиш җәряни арқилиқ, шундақла Муқәддәс Роһниң келиши билән у «кейин» тәйяр болиду. Мәсиһниң «кейин маңа әгишисән» дегини болса, Петрус қаттиқ тейилип кәткән вақтида униңға тәсәлли йәткүзидиған қиммәтлик вәдә болиду.\ft*\f* \x + \xo 13:36 \xo*\xt Юһ. 21:18; 2Пет. 1:14.\xt*\x* \m \v 37 Петрус униңға: \m — И Рәб, немә үчүн һазир сениң кәйниңдин әгишип баралмаймән? Сән үчүн җенимни пида қилай! — деди.\x + \xo 13:37 \xo*\xt Мат. 26:33; Мар. 14:29; Луқа 22:33.\xt*\x* \m \v 38 Әйса җававән мундақ деди: \m — Мән үчүн растинла җениңни пида қиламсән? Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа ейтип қояйки, ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!\f □ \fr 13:38 \fr*\ft \+bd «ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!»\+bd* — грек тилида «сән мәндин үч қетим танмиғичә, ғораз чиллимайду».\ft*\f* \x + \xo 13:38 \xo*\xt Мат. 26:34; Мар. 14:30; Луқа 22:34.\xt*\x* \b \b \m \c 14 \s1 Әйса сөзини давам қилиду — «Йол, һәқиқәт вә һаятлиқтурмән» \m \v 1 Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар! Худаға ишинисиләр, маңиму ишиниңлар. \v 2 Атамниң өйидә нурғун маканлар бар. Болмиған болса, буни силәргә ейтқан болаттим; чүнки мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән.\f □ \fr 14:2 \fr*\ft \+bd «Атамниң өйидә нурғун маканлар бар»\+bd* — бу сөзләр җәннәтни көрситәмду? Оқурмәнләрниң есидә барки, Әйса 2-бапта өз тенини «Худаниң өйи» (ибадәтхана) дәп сүрәтлиди, шундақла 8:35дә «Худаниң өйи»ни роһий җәһәттин тилға алди. Буниңға қариғанда «туралғу-макан»ни роһий җәһәттин чүшиниш керәк. «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрисида тохтилимиз.\ft*\f* \v 3 Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр.\f □ \fr 14:3 \fr*\ft \+bd «Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр»\+bd* — Мәсиһниң бу «қайтип келиш»и Мәсиһниң қиямәттә дунияға келиши яки Муқәддәс Роһниң әвәтилишини көрситәмду? Бу үчинчи айәт үстидиму «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 14:3 \xo*\xt Юһ. 12:26; 17:24.\xt*\x* \v 4 Силәр мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр. \m \v 5 Томас униңға: — И Рәб, сениң қәйәргә кетидиғанлиғиңни билмәймиз. Шундақ екән, йолни қандақ билимиз? — деди. \m \v 6 Әйса униңға: \m — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким Атиниң йениға баралмайду.\f □ \fr 14:6 \fr*\ft \+bd «Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким атиниң йениға баралмайду»\+bd* — Мәсиһ үчүн Атиниң йениға баридиған йол кресттики өлүм арқилиқ болатти; өзигә етиқат қилғучиларға нисбәтән, Мәсиһниң өзи Атиниң алдиға баридиған йолдур.\ft*\f* \x + \xo 14:6 \xo*\xt Юһ. 1:4, 17; 10:9; 11:25; Ибр. 9:8.\xt*\x* \v 7 Әгәр мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап уни тонудуңлар һәм уни көрдүңлар, — деди. \m \v 8 — И Рәб, Атини бизгә көрситип қойсаңла, шу купайә, — деди Филип. \m \v 9 Әйса униңға мундақ деди: — «И Филип, силәр билән биргә болғинимға шунчә вақит болди, мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атини көргән болиду. Шундақ туруқлуқ, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атини көрсәткәйсән» дәйсән? \x + \xo 14:9 \xo*\xt Юһ. 10:30.\xt*\x* \v 10 Мән Атида, Ата мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ; бәлки мәндә туруватқан Ата Өз әмәллирини қиливатиду. \x + \xo 14:10 \xo*\xt Юһ. 5:17; 7:16; 8:28; 10:38; 12:49; 16:13; 17:21.\xt*\x* \v 11 Мениң Атида болғанлиғимға, Атиниң мәндә болғанлиғиға ишиниңлар. Яки һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар.\f □ \fr 14:11 \fr*\ft \+bd «... һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар»\+bd* — 11- вә 12-айәтләрдә «әмәлләр» Әйса яратқан мөҗизилик аламәтләр.\ft*\f* \m \v 12 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға \add қайтип\add* кетимән. \f □ \fr 14:12 \fr*\ft \+bd «маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға қайтип кетимән»\+bd* — бу «техиму улуқ әмәлләр» үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 14:12 \xo*\xt Мат. 21:21; Луқа 17:6; Рос. 5:12; 19:11.\xt*\x* \v 13 Вә Атиниң Оғулда улуқлиниши үчүн, һәр немини мениң намим билән тилисәңлар, шуларни иҗабәт қилимән. \x + \xo 14:13 \xo*\xt Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 15:7; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22.\xt*\x* \v 14 Мениң намим билән һәр қандақ нәрсини тилисәңлар, мән силәргә шуни иҗабәт қилимән». \b \m \s1 Әйсаниң Муқәддәс Роһни әвәтиши; Униң қилидиған ишлири \m \v 15 — «Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр. \x + \xo 14:15 \xo*\xt Юһ. 14:21, 23; 15:10; 1Юһа. 5:3.\xt*\x* \v 16 Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду. У силәр билән әбәткичә биргә болиду. \f □ \fr 14:16 \fr*\ft \+bd «Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду»\+bd* — муһим сөз «\+bd башқа бир\+bd* Ярдәмчи»дур. Биринчи «Ярдәмчи» болса Әйса Мәсиһниң өзи, әлвәттә. «Ярдәмчи» грек тилидики «параклетос» дегән сөзниң мәнасини толуқ ипадиләп берәлмәйду. Грек тилидики «параклетос»ниң толуқ мәнаси «мәлум бирәвниң йениға ярдәм беришкә чақирилғучи», йәни «тәсәлли бәргүчи», «һәмраһ», «мәслиһәтчи», «күчәйткүчи», «адвокат-ақлиғучи» қатарлиқлардур. «Башқа бир...» дегини бизгә шуни көрситидуки, Әйса мухлислар билән биргә болған вақтида, уларға қандақ җәһәтләрдин «Ярдәмчи» болған болса, у улардин айрилғанда, Муқәддәс Роһ уларға Әйсаниң толуқ вәкили болуп, иккинчи «Ярдәмчи» рольида болиду, дегән қиммәтлик вәдини билдүриду.\ft*\f* \v 17 У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур. Уни бу дуниядикиләр қобул қилалмайду, чүнки Уни нә көрмәйду, нә тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду һәм силәрдә макан қилиду.\f □ \fr 14:17 \fr*\ft \+bd «У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур»\+bd* — «Һәқиқәтниң Роһи» — яки «һәқиқәткә башлиғучи Роһ». \+bd «силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду»\+bd* — улар қайси йол билән Муқәддәс Роһни тонуйду? У шу чағда қандақ йол билән «улар билән биллә туриду»? Җавап шүбһисизки, улар Әйсани тонуғачқа, Муқәддәс Роһниму тонуған болиду; Әйса улар билән биллә турғачқа, Муқәддәс Роһму улар билән биллә турувататти. Лекин Әйса улардин айрилғандин кейин Муқәддәс Роһ уларниң «ичидә, қәлбидә, роһида» макан қилиду.\ft*\f* \m \v 18 Мән силәрни житим қалдурмаймән, йениңларға йәнә қайтип келимән. \x + \xo 14:18 \xo*\xt Мат. 28:20.\xt*\x* \v 19 Азғина вақиттин кейин, бу дуния мени көрмәйду, лекин силәр көрүсиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр. \v 20 Шу күндә мениң Атамда болғанлиғим, силәрниң мәндә болғанлиғиңлар вә мәнму һәм силәрдә болғанлиғимни билисиләр. \v 21 Ким әмирлиримгә егә болуп уларни тутса, мени сөйгүчи шу болиду. Мени сөйгүчини Атамму сөйиду, мәнму уни сөйимән вә өзүмни униңға аян қилимән». \v 22 Йәһуда (Йәһуда Ишқарийот әмәс) униңдин: \m — И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш? — дәп сориди.\f □ \fr 14:22 \fr*\ft \+bd «И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш?»\+bd* — шүбһисизки, мухлислар уни дәрһал өзини пүткүл дунияға аян қилиду, дәп ойлатти.\ft*\f* \m \v 23 Әйса униңға җававән мундақ деди: \m — «Бирким мени сөйсә, сөзүмни тутиду; Атамму уни сөйиду вә \add Атам\add* билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз. \f □ \fr 14:23 \fr*\ft \+bd «Атам билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз»\+bd* — «Атам билән иккимиз» грек тилида «биз».\ft*\f* \v 24 Мени сөймәйдиған киши сөзлиримни тутмайду; вә силәр аңлаватқан бу сөз болса мениң әмәс, бәлки мени әвәткән Атиниңкидур. \x + \xo 14:24 \xo*\xt Юһ. 7:16; 8:28; 12:49; 14:10; 16:13.\xt*\x* \v 25 Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда, буларни силәргә ейттим. \v 26 Лекин Ата мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Муқәддәс Роһ силәргә һәммини үгитиду һәм мениң силәргә ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға кәлтүриду.\x + \xo 14:26 \xo*\xt Луқа 24:49; Юһ. 15:26; 16:7, 13; Рос. 2:4.\xt*\x* \m \v 27 Силәргә хатирҗәмлик қалдуримән, өз хатирҗәмлигимни силәргә беримән; мениң силәргә бәргиним бу дуниядикиләрниң бәргинидәк әмәстур. Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар вә җүръәтсиз болмаңлар.\f □ \fr 14:27 \fr*\ft \+bd «мениң силәргә бәргиним бу дунияниң адәмлириниң бәргинидәк әмәстур»\+bd* — бу дуниядики адәмләр бир нәрсә бәргинидә дайим дегидәк халап бәрмәйду — алдамчилиқ, ялғанчилиқ вә нурғун шәртләр билән бериду. Лекин Худа бизгә бир нәрсә бәрсә уни қайтурғузмайду.\ft*\f* \x + \xo 14:27 \xo*\xt Фил. 4:7.\xt*\x* \m \v 28 Силәр мениң: «Мән \add силәрдин\add* айрилип кетимән, кейин йениңларға йәнә қайтип келимән» дегинимни аңлидиңлар. Мени сөйгән болсаңлар, Атиниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хурсән болаттиңлар. Чүнки Ата мәндин улуқдур. \x + \xo 14:28 \xo*\xt Юһ. 14:3.\xt*\x* \v 29 Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу \add ишлар\add* йүз бериштин авал силәргә ейттим. \f □ \fr 14:29 \fr*\ft \+bd «Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу ишлар йүз бериштин авал силәргә ейттим»\+bd* — «бу ишлар» — Әйсаниң тутулуп өлтүрүлүши («силәрдин айрилип кетишим») уларниң етиқатиға дәһшәтлик зәрб болиду.\ft*\f* \x + \xo 14:29 \xo*\xt Юһ. 13:19; 16:4.\xt*\x* \v 30 Мундин кейин силәр билән көп сөзләшмәймән; чүнки бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду. \f □ \fr 14:30 \fr*\ft \+bd «бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду»\+bd* — «бу дунияниң һөкүмдари» Шәйтан, Иблисни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 14:30 \xo*\xt Юһ. 12:31; 16:11; Әф. 2:2.\xt*\x* \v 31 Лекин бу дунияниң адәмлириниң мениң Атини сөйидиғанлиғимни билиши үчүн Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли».\f □ \fr 14:31 \fr*\ft \+bd «Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән»\+bd* — 30-айәт билән зич бағлиниду. Демәк, Әйсаниң өзиниң тутулуши, сотлиниши, һақарәтлиниши андин крестлинишини ихтияри билән қобул қилишиниң түп мәхсити болса, Иблисниң үстидин қандақтур бир һоқуққа егә болуш үчүн әмәс, бәлки Атиниң ирадиси үчүн болиду.\ft*\f* \x + \xo 14:31 \xo*\xt Юһ. 10:18; Ибр. 10:5.\xt*\x* \b \b \m \c 15 \s1 Әйса — һәқиқий үзүм телидур; униң сөзиниң давами \m \v 1 — «Һәқиқий үзүм тели» өзүмдурмән, Атам болса бағвәндур.\f □ \fr 15:1 \fr*\ft \+bd ««Һәқиқий үзүм тели» өзүмдурмән»\+bd* — «\+bd һәқиқий\+bd* үзүм тели» болғандин кейин, сахта яки пор-пүчәк үзүм телиму барму? Буниң тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \v 2 Бағвән мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса техиму көп мевә бәрсун дәп, пак қилип путап туриду.\f □ \fr 15:2 \fr*\ft \+bd «Бағвән мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси «Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни бағвән (бараңға) есп қойиду». Лекин 6-айәткә қариғанда тәрҗимимиз тоғра болса керәк. \+bd «Мевә бәргәнлирини болса техиму көп мевә бәрсун дәп, пак қилип путап туриду»\+bd* — «путап туриду» грек тилида «тазилайду» яки «паклайду» билән ипадилиниду. 4-айәтни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 15:2 \xo*\xt Мат. 15:13.\xt*\x* \v 3 Әнди силәр мән силәргә йәткүзгән сөзүм арқилиқ аллибурун пак болдуңлар.\f □ \fr 15:3 \fr*\ft \+bd «... силәр мән силәргә йәткүзгән сөзүм арқилиқ аллибурун пак болдуңлар»\+bd* — «пак» мошу йәрдә йәнә «путалған» дегән мәнасиниму билдүрүши мүмкин. Бирақ муһим мәнаси «пак» екәнлигигә шүбһиси йоқтур (10:31ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 15:3 \xo*\xt Юһ. 13:10.\xt*\x* \v 4 Силәр мәндә изчил туруңлар, мәнму силәрдә изчил туримән. Шах талда турмай, өзи мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму мәндә изчил турмисаңлар, мевә берәлмәйсиләр. \m \v 5 «Үзүм тели» өзүмдурмән, силәр болсаңлар шахлиридурсиләр. Ким мәндә изчил турса, мәнму шундақла униңда турғинимда, у көп мевә бериду. Чүнки мәнсиз һеч немини қилалмайсиләр. \v 6 Бириси мәндә турмиса, у \add керәксиз\add* шахтәк ташлинип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип келинип отқа ташлиниду.\x + \xo 15:6 \xo*\xt Әз. 15:2-8; Мат. 3:10; 7:19; Кол. 1:23.\xt*\x* \v 7 Силәр мәндә изчил турсаңлар вә сөзлирим силәрдә изчил турса, немини тәләп қилсаңлар, силәргә шу иҗабәт болиду.\x + \xo 15:7 \xo*\xt Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22; 5:14.\xt*\x* \v 8 Силәрниң көп меви беришиңлар, шундақла мениң мухлислирим екәнлигиңларни испатлишиңлар билән шан-шәрәп Атамға кәлтүрүлиду.\f □ \fr 15:8 \fr*\ft \+bd «Силәр мәндә изчил турсаңлар вә сөзлирим силәрдә изчил турса, немини тәләп қилсаңлар, силәргә шу иҗабәт болиду. Силәрниң көп меви беришиңлар, шундақла мениң мухлислирим екәнлигиңларни испатлишиңлар билән шан-шәрәп атамға кәлтүрүлиду»\+bd* — 7-8-айәткә қариғанда, мухлислар Худаға чиқарған, уни хурсән қилидиған мевә үнүмлүк дуа-тилавәтләрни өз ичигә алиду.\ft*\f* \m \v 9 Атам мени сөйгинидәк, мәнму силәрни сөйдүм; мениң меһир-муһәббитимдә изчил туруңлар. \v 10 Әгәр әмирлиримни тутсаңлар, худди мән Атамниң әмирлирини тутқан вә һемишә униң меһир-муһәббитидә турғинимдәк, силәрму һемишә мениң меһир-муһәббитимдә турисиләр.\x + \xo 15:10 \xo*\xt Юһ. 14:15, 21, 23; 1Юһа. 5:3.\xt*\x* \m \v 11 Мениң хошаллиғим силәрдә болсун вә шуниңдәк хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, мән буларни силәргә ейттим. \v 12 Мениң әмрим шуки, мән силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар. \x + \xo 15:12 \xo*\xt Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 13:34; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; 1Юһа. 3:23; 4:21.\xt*\x* \v 13 Инсанларниң өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббити йоқтур. \x + \xo 15:13 \xo*\xt Рим. 5:7; Әф. 5:2; 1Юһа. 3:16.\xt*\x* \v 14 Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, мениң достлирим болисиләр. \f □ \fr 15:14 \fr*\ft \+bd «Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, мениң достлирим болисиләр»\+bd* — 13-14-айәттә Худаниң муһәббитиниң улуқлуғи аян қилиниду. «Мәсиһниң достлири» униң әмирлирини ада қилғучилардур. Лекин Мәсиһ барлиқ кишиләр, җүмлидин өз әмирлирини ада қилмиғучилар, йәни \+bd дүшмәнлири үчүн\+bd* җенини пида қилғандур.\ft*\f* \x + \xo 15:14 \xo*\xt Мат. 12:50; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.\xt*\x* \v 15 Әнди мундин кейин мән силәрни «қул» дәп атимаймән. Чүнки қул ғоҗайининиң немә қиливатқинини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәп атидим, чүнки Атамдин аңлиғанлиримниң һәммисини силәргә йәткүздүм. \f □ \fr 15:15 \fr*\ft \+bd «Әнди мундин кейин мән силәрни «қул» дәп атимаймән»\+bd* — «қул» яки «чакар».\ft*\f* \x + \xo 15:15 \xo*\xt Юһ. 8:26.\xt*\x* \v 16 Силәр мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә мән силәрни таллидим вә силәрни берип мевә бәрсун һәмдә мевилириңлар дайим сақлансун, мениң намим билән Атидин немә тилисәңлар, у силәргә бәрсун дәп силәрни тиклидим. \f □ \fr 15:16 \fr*\ft \+bd «Силәр мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә мән силәрни таллидим вә силәрни берип мевә бәрсун һәмдә мевилириңлар дайим сақлансун...»\+bd* — «...\+bd берип\+bd* мевә бәрсун» дегән ибарә бәлким, мухлислар Худаға чиқарған, уни хурсән қилидиған мевә болса, пүтүн дунияға \+bd берип\+bd* хуш хәвәр арқилиқ башқиларни Худаниң йолиға кәлтүрүшни өз ичигә алиду, дәп көрсәтсә керәк.\ft*\f* \x + \xo 15:16 \xo*\xt Мат. 28:19; Мар. 16:15; Юһ. 13:18; Әф. 1:4; Кол. 1:6.\xt*\x* \v 17 Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар.\f □ \fr 15:17 \fr*\ft \+bd «Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар»\+bd* — грек тилида «Силәргә шуларни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар».\ft*\f* \b \m \s1 Дуниядикиләрниң Әйсаға болған нәприти \m \v 18 Бу дуниядикиләр силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар. \x + \xo 15:18 \xo*\xt 1Юһа. 3:13.\xt*\x* \v 19 Силәрму бу дуниядикиләрдин болған болсаңлар, бу дуниядикиләр силәрни өзимизниңки дәп, сөйгән болатти. Бирақ силәр бу дуниядин болмиғачқа, бәлки мән силәрни бу дуниядин айрип таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дуниядикиләр силәрдин нәпрәтлиниду. \f □ \fr 15:19 \fr*\ft \+bd «Силәрму бу дуниядикиләрдин болған болсаңлар, бу дуниядикиләр силәрни өзимизниңки дәп, сөйгән болатти»\+bd* — грек тилида «Силәрму бу дуниядин болған болса, бу дуния силәрни өзиниңки дәп сөйгән болатти».\ft*\f* \x + \xo 15:19 \xo*\xt Юһ. 17:14; Гал. 1:10.\xt*\x* \v 20 Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Улар маңа зиянкәшлик қилған болса, силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмни тутқан болса, улар силәрниңкиниму тутиду.\x + \xo 15:20 \xo*\xt Мат. 10:24; 24:9; Луқа 6:40; Юһ. 13:16; 16:2.\xt*\x* \m \v 21 Бирақ мениң намим түпәйлидин улар силәргиму шу ишларниң һәммисини қилиду, чүнки улар мени Әвәткүчини тонумайду. \x + \xo 15:21 \xo*\xt Мат. 10:22; Юһ. 16:3.\xt*\x* \v 22 Әгәр мән келип уларға сөз қилмиған болсам, уларда гуна йоқ дәп һесаплинатти. Лекин һазир гунайи үчүн уларниң һеч баниси йоқтур. \x + \xo 15:22 \xo*\xt Рим. 4:15; 5:20.\xt*\x* \v 23 Кимдәким мәндин нәпрәтләнсә Атамдинму нәпрәтләнгән болиду. \v 24 Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған әмәлләрни қилмиған болсам, уларда гуна йоқ дәп һесаплинатти. Лекин улар һазир \add әмәллиримни\add* көргән туруқлуқ, йәнила һәм мәндин һәм Атамдин нәпрәтләнди. \x + \xo 15:24 \xo*\xt Юһ. 10:37.\xt*\x* \v 25 Лекин бу ишлар уларға тәвә болған Тәврат қанунида: «Һеч қандақ сәвәпсизла мәндин нәпрәтләнди» дәп пүтүлгән сөз әмәлгә ашурулуши үчүн шундақ йүз бәрди.\f □ \fr 15:25 \fr*\ft \+bd «Уларға тәвә болған Тәврат қануни»\+bd* — һәҗвий, кинайилик сөз. 8:17 вә изаһатини көрүң. \+bd «Һеч қандақ сәвәпсизла мәндин нәпрәтләнди»\+bd* — «Зәб.» 34:7, 19 вә 68:5.\ft*\f* \x + \xo 15:25 \xo*\xt Зәб. 34:19; 68:5.\xt*\x* \m \v 26 Лекин мән силәргә Атиниң йенидин әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Атиниң йенидин чиққучи Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У маңа гувалиқ бериду. \f □ \fr 15:26 \fr*\ft \+bd «...Ярдәмчи, йәни Атиниң йенидин чиққучи Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У маңа гувалиқ бериду»\+bd* — мошу айәттин Муқәддәс Роһниң шәхс екәнлиги көрүнүп туриду. Мәсиһ Уни «Атиниң йенидин» әвәтиду; мошу йәрдә Муқәддәс Роһ йәнә «Атиниң йенидин \+bd чиқиду\+bd*» дейилиду. Грек тилида «чиқиду» дегән пеил «һазирқи заман» шәкилдә болғачқа, Муқәддәс Роһниң һәрдайим шу һәрикәтни қиливатқини көрситилиду.\ft*\f* \x + \xo 15:26 \xo*\xt Луқа 24:49; Юһ. 14:26; 16:7; Рос. 5:32.\xt*\x* \v 27 Силәрму маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип мән билән биллә болдуңлар.\x + \xo 15:27 \xo*\xt Рос. 1:8, 21; 5:32.\xt*\x* \b \b \m \c 16 \s1 Келидиған зиянкәшликләр \m \v 1 Силәрниң путлишип кәтмәслигиңлар үчүн буларни силәргә ейттим. \v 2 Улар силәрни синагогларниң җамаәтлиридин қоғлап чиқириветиду; һәмдә шундақ бир вақит-саат келидуки, силәрни өлтүргүчи өзини Худаға хизмәт қиливатимән, дәп һесаплайду.\f □ \fr 16:2 \fr*\ft \+bd «Улар силәрни синагогларниң җамаәтлиридин қоғлап чиқириветиду»\+bd* — жуқуриқи башқа изаһатларда ейтқинимиздәк, Йәһудий хәлқи бирисини «синагогтин чиқиривәтсә», кейин униң билән һеч қандақ барди-кәлди қилмай, бәлки униңға техиму зиянкәшлик қилишиму мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 16:2 \xo*\xt Юһ. 9:22, 34; 12:42.\xt*\x* \v 3 Улар буларни я Атини, я мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду.\x + \xo 16:3 \xo*\xt Юһ. 15:21; 1Кор. 2:8.\xt*\x* \v 4 Лекин мән бу ишларни силәргә ейттимки, вақит-саити кәлгәндә, мән шундақ алдин-ала ейтқинимни есиңларға кәлтүрәләйсиләр.\f □ \fr 16:4 \fr*\ft \+bd «... вақит-саити кәлгәндә»\+bd* — демәк, Йәһудий хәлқидин вә кейин башқилар тәрипидин болған зиянкәшликләр кәлгәндә.\ft*\f* \x + \xo 16:4 \xo*\xt Юһ. 13:19; 14:29.\xt*\x* \b \m \s1 Муқәддәс Роһниң йеткәкчи вә устаз болидиғанлиғи \m \v 5 — Мән башта буларни силәргә ейтмидим, чүнки мән силәр билән биллә едим. \m Лекин әнди мени әвәткүчиниң йениға қайтип кетимән. Шундақ туруқлуқ, араңлардин һеч ким мәндин: «Нәгә кетисән?» дәп соримайватиду. \v 6 Әксичә, силәргә буларни ейтқиним үчүн, қәлбиңлар қайғуға чөмүп кәтти. \v 7 Амма мән силәргә һәқиқәтни ейтип қояйки, мениң кетишим силәргә пайдилиқтур. Чүнки әгәр кәтмисәм, Ярдәмчи силәргә кәлмәйду. Амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән.\x + \xo 16:7 \xo*\xt Луқа 24:49; Юһ. 14:26; 15:26.\xt*\x* \v 8 У кәлгәндә, бу дуниядикиләргә гуна тоғрисида, һәққанийлиқ тоғрисида вә ахирәт сориғи тоғрисида һәқиқәтни билгүзиду. \v 9 У уларни гуна тоғрисида билгүзиду, чүнки улар маңа етиқат қилмиди.\f □ \fr 16:9 \fr*\ft \+bd «У уларни гуна тоғрисида билгүзиду»\+bd* — яки «У уларни өз гунайи тоғрилиқ билгүзиду» яки «У уларни гунаниң немә екәнлигини билгүзиду». Дегәндәк үч тәрҗимиси болуши мүмкин, лекин умумий мәнаси асасән охшаш.\ft*\f* \v 10 Уларни һәққанийлиқ тоғрисида \add билгүзиду\add*, чүнки Атамниң йениға қайтип баримән вә силәр мени йәнә көрәлмәйсиләр. \v 11 Уларни ахирәт сориғи тоғрисида \add билгүзиду\add*, чүнки бу дунияниң һөкүмдари үстигә һөкүм чиқирилди.\f □ \fr 16:11 \fr*\ft \+bd «бу дунияниң һөкүмдари»\+bd* — Шәйтан, Иблис. \+bd «...Уларни ахирәт сориғи тоғрисида билгүзиду, чүнки бу дунияниң һөкүмдари үстигә һөкүм чиқирилди»\+bd* — 9-11-айәттики «У (Муқәддәс Роһ)... гуна тоғрисида... һәққанийлиқ тоғрисида... вә ахирәт сориғи тоғрисида...билгүзиду....» дегәнләрниң үстидә «қошумчә сөз»дә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 16:11 \xo*\xt Юһ. 12:31; 14:30; Әф. 2:2; Кол. 2:15.\xt*\x* \m \v 12 Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин силәр уларни һазирчә көтирәлмәйсиләр. \f □ \fr 16:12 \fr*\ft \+bd «Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин силәр уларни һазирчә көтирәлмәйсиләр»\+bd* — мухлислар қандақ сөзләрни көтирәлмәйду? Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \v 13 Лекин У, йәни Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У силәрни барлиқ һәқиқәткә башлап бариду. Чүнки У өзлүгидин сөзлимәйду, бәлки немини аңлиған болса, шуни сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишлардин силәргә хәвәр бериду. \f □ \fr 16:13 \fr*\ft \+bd «Чүнки У өзлүгидин сөзлимәйду, бәлки немини аңлиған болса, шуни сөзләйду»\+bd* — «У (Мукәддәс Роһ)... немини аңлиған болса» — демәк, Муқәддәс Роһниң Худа вә Униң Каламидин аңлиғини. \+bd « \+bd*\+bdit Муқәддәс Роһ\+bdit*,... немини аңлиған болса, шуни сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишлардин силәргә хәвәр бериду» — бу муһим вәдә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 16:13 \xo*\xt Юһ. 12:49; 14:26\xt*\x* \v 14 У мени улуқлайду; чүнки У мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду. \v 15 Атида бар болғанниң һәммиси һәм мениңкидур; мана шуниң үчүн мән: «У мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду» дәп ейттим.\f □ \fr 16:15 \fr*\ft \+bd « \+bd*\+bdit Муқәддәс Роһ\+bdit* мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду» — Бу муһим вәдә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 16:15 \xo*\xt Юһ. 17:10.\xt*\x* \b \m \s1 Ғәм-қайғулириңлар мәңгү хошаллиққа айлиниду \m \v 16 Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; вә йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр, чүнки мән Атамниң йениға кетимән».\f □ \fr 16:16 \fr*\ft \+bd «йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр, чүнки мән Атамниң йениға кетимән»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «чүнки мән Атамниң йениға кетимән» дегән сөз тепилмайду. Лекин бизниңчә 17-айәт униң әслидә барлиғини испатлайду.\ft*\f* \x + \xo 16:16 \xo*\xt Юһ. 7:33.\xt*\x* \m \v 17 Шуңа мухлисларниң бәзилири бир-биригә: \m — Бизләргә: — «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр» вә йәнә «Чүнки мән Атамниң йениға кетимән» дегини немә дегиниду? \v 18 «Аз вақиттин кейин» дегән сөзиниң мәнаси немә? Униң немиләрни дәватқанлирини билмидуқ, — дейишиду. \m \v 19 Әйса уларниң өзидин немини соримақчи болғинини билип уларға мундақ деди: \m — «Мениң «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени көрисиләр» дегинимниң мәнасини бир-бириңлардин сораватамсиләр? \f □ \fr 16:19 \fr*\ft \+bd «Мениң «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени көрисиләр»\+bd* — Мәсиһниң мошу дегинидә көздә тутқини, бизниңчә, униң өлүми, дәпнә қилиниши вә өлүмдин тирилип мухлислириға өзини аян қилишидин ибарәт.\ft*\f* \v 20 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр жиға-зерә көтирисиләр, лекин бу дуниядикиләр хошал болушуп кетиду; силәр қайғурисиләр, лекин қайғулириңлар шатлиққа айлиниду. \v 21 Аял киши туғутта азаплиниду, чүнки униң вақит-саити йетип кәлгән; лекин бовиқи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң шатлиғи билән тартқан азавини унтуп кетиду. \x + \xo 16:21 \xo*\xt Йәш. 26:17.\xt*\x* \v 22 Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин мән силәр билән қайта көрүшимән, қәлбиңлар шатлиниду вә шатлиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду. \v 23 Шу күндә силәр мәндин һеч нәрсә соримайсиләр. Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң намим билән Атидин немини тилисәңлар, у шуни силәргә бериду. \x + \xo 16:23 \xo*\xt Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22; 5:14.\xt*\x* \v 24 Һазирғичә мениң намим билән һеч немә тилимидиңлар. Әнди тиләңлар, еришисиләр, буниң билән шатлиғиңлар толуп ташиду! \b \m \s1 Бу дуния үстидин ғәлибә қилиш \m \v 25 Силәргә буларни тәмсилләр билән ейтип бәрдим. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда силәргә йәнә тәмсилләр билән сөзлимәймән, Ата тоғрилиқ силәргә очуқ ейтимән. \f □ \fr 16:25 \fr*\ft \+bd «Силәргә буларни тәмсилләр билән ейтип бәрдим. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда силәргә йәнә тәмсилләр билән сөзлимәймән, ата тоғрилиқ силәргә очуқ ейтимән»\+bd* — тәмсилләрдин болған бир нәччә мисаллар 10-баптин («қойларниң ишиги» вә «яхши падичи» тоғрилиқ) 13-баптин (уларға «пут жуюш» тоғрилиқ тәмсил вә өлгә) 15-баптин («һәқиқий үзүм тели» тоғрилиқ) вә 21-айәттин («туғутта болған аял» тоғрилиқ) тепилиду.\ft*\f* \v 26 Шу күни тиләклириңларни мениң намим билән илтиҗа қилисиләр. Мән силәр үчүн Атидин тәләп қилимән, дәп ейтмаймән; \v 27 чүнки Ата өзиму силәрни сөйиду; чүнки силәр мени сөйисиләр вә мениң Худаниң йенидин кәлгәнлигимгә ишәндиңлар.\x + \xo 16:27 \xo*\xt Юһ. 17:8.\xt*\x* \m \v 28 Мән Атиниң йенидин чиқип бу дунияға кәлдим; әнди мән йәнә бу дуниядин кетип Атиниң йениға баримән».\x + \xo 16:28 \xo*\xt Юһ. 13:3.\xt*\x* \m \v 29 Мухлислири: \m — Мана сән һазир очуқ ейтиватисән, тәмсил кәлтүрүп сөзлимидиң! \f □ \fr 16:29 \fr*\ft \+bd «Мана сән һазир очуқ ейтиватисән, тәмсил кәлтүрүп сөзлимидиң!»\+bd* — мухлисларниң һәқиқий чүшәнгән-чүшәнмигини 31-айәттин көрүниду.\ft*\f* \v 30 Биз сениң һәммини билгиниңни, шундақла һеч кимниң сәндин соал соришиниң һаҗити йоқлуғини әнди билип йәттуқ. Шуниңдин сениң Худаниң йенидин кәлгәнлигиңгә ишәндуқ, — дейишти.\f □ \fr 16:30 \fr*\ft \+bd «һеч кимниң сәндин соал соришиниң һаҗити йоқ»\+bd* — мәнаси бәлким Мәсиһниң уларниң өзидин соримақчи болған соаллирини техи соримай турупла, уларниң соримақчи болғинини аллиқачан билгәнлигини көздә тутиду.\ft*\f* \x + \xo 16:30 \xo*\xt Юһ. 21:17.\xt*\x* \m \v 31 Әйса җававән уларға: \m — Һазир ишәндиңларму? \v 32 Мана, шундақ вақит-саити келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар мени ялғуз ташлап һәр бириңлар өз йоллириңларға тарқилип кетисиләр. Бирақ мән ялғуз әмәсмән, чүнки Ата мән билән биллидур. \f □ \fr 16:32 \fr*\ft \+bd «һәммиңлар мени ялғуз ташлап һәр бириңлар өз йоллириңларға тарқилип кетисиләр»\+bd* — «өз йоллириңларға» яки «өзүңларниңкигә» (демәк, өз өйүңларға). «Матта» 26:56, «Мар.» 14:50ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 16:32 \xo*\xt Зәк. 13:7; Мат. 26:31; Мар. 14:27; Юһ. 8:29; 14:10.\xt*\x* \v 33 Силәрниң мәндә хатирҗәмликкә егә болушуңлар үчүн буларни силәргә ейттим. Бу дунияда туруп азап-оқубәт тартисиләр, амма ғәйрәтлик болуңлар! Мән бу дуния үстидин ғәлибә қилдим!\x + \xo 16:33 \xo*\xt Йәш. 9:5; Юһ. 14:27; Рим. 5:1; Әф. 2:13; Кол. 1:20.\xt*\x* \b \b \m \c 17 \s1 Әйсаниң мухлислири үчүн дуа қилиши \m \v 1 Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини әршкә тикип, мундақ дуа қилди: \m — И Ата, вақит-саат йетип кәлди; Сән Оғлуңни улуқлатқузғайсән; буниң билән Оғлуңму Сени улуқлатқузиду;\x + \xo 17:1 \xo*\xt Юһ. 12:23; 13:32.\xt*\x* \v 2 йәни, униң Сән униңға тапшурған инсанларға мәңгүлүк һаят ата қилиши үчүн, униңға пүткүл әт егилиридин үстүн һоқуқ ата қилғиниңдәк, уни улуқлатқузғайсән.\f □ \fr 17:2 \fr*\ft \+bd «Сән униңға тапшурған инсанлар...»\+bd* — грек тилида «униңға бәргән барлиқ инсанлар...» — демәк, Мәсиһкә етиқат қилғучилар.\ft*\f* \x + \xo 17:2 \xo*\xt Зәб. 8:7; Мат. 11:27; 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 3:35; 5:27; 1Кор. 15:25; Фил. 2:10; Ибр. 2:8.\xt*\x* \v 3 Мәңгүлүк һаят шуки, бирдин-бир һәқиқий Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштин ибарәттур.\x + \xo 17:3 \xo*\xt Йәш. 53:11; Йәр. 9:22\xt*\x* \v 4 Мән Сениң әмәл қилишим үчүн тапшурған ишиңни орундишим билән Сени йәр йүзидә улуқлатқуздум.\x + \xo 17:4 \xo*\xt Юһ. 4:34; 13:32; 14:13; 19:30.\xt*\x* \v 5 И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән.\f □ \fr 17:5 \fr*\ft \+bd «И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән»\+bd* — яки болмиса «И Ата, мән Сән билән биргә егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүң билән тәң улуқландурғайсән».\ft*\f* \x + \xo 17:5 \xo*\xt Юһ. 1:1, 2; 10:30; 14:9.\xt*\x* \m \v 6 Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим. Улар Сениңки еди, Сән уларни маңа бәрдиң вә улар Сениң сөз-каламиңни тутуп кәлди.\f □ \fr 17:6 \fr*\ft \+bd «Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим»\+bd* — Мәсиһниң «Сениң намиңни аян қилдим» ейтқини немини көрситиду? Тәврат-Зәбурда Худаниң нурғун намлири (Пәрвәрдигар (Яһвәһ), Худа (Әлоһим), Рәб (Адонай) қатарлиқлар) аян қилинғандин кейин Мәсиһ қайси намни уларға аян қилған? У «Ата» әмәсму?\ft*\f* \v 7 Улар һазир Сән маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини билди. \v 8 Чүнки Сән маңа тапшурған сөзләрни уларға йәткүздүм; уларму буларни қобул қилди, шуниң билән Сәндин чиққинимни һәқиқәтән билип йәтти һәмдә Сениң мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди.\x + \xo 17:8 \xo*\xt Юһ. 16:27.\xt*\x* \v 9 Буларға дуа қилимән; бу дуниядики адәмләргә әмәс, бәлки Сән маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән; чүнки улар Сениңкидур. \v 10 Мениң барлиғим Сениңкидур вә Сениң барлиғиң болса мениңкидур вә мән уларда шәрәп таптим.\f □ \fr 17:10 \fr*\ft \+bd «мән уларда шәрәп таптим»\+bd* — «уларда...» мошу йәрдә көздә тутулғини бәлким «Сән маңа бәргән адәмләрдә..» болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 17:10 \xo*\xt Юһ. 16:15.\xt*\x* \m \v 11 Мән әнди бу дунияда туривәрмәймән; лекин улар бу дунияда қалди вә мән Сениң йениңға кетиватимән. И муқәддәс Ата, Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки, биз иккимиз бир болғинимиздәк, уларму бир болғай. \f □ \fr 17:11 \fr*\ft \+bd «Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән намиң билән маңа тапшуруп бәргәнләрниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғинки,... ». Мошу йәрдә «Сән маңа тапшуруп бәргән намиң» болса йәнила Худаатиниң Өз Мәсиһигә инсанларға үгитиш үчүн тапшурған «Ата» (ибраний тилида «Абба») дегән қиммәтлик намидур.\ft*\f* \v 12 Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим; вә муқәддәс язмилардики бешарәтниң әмәлгә ашурулуши йолида, уларниң ичидин һалакәткә хас болған кишидин башқа бириму йоқалмиди. \f □ \fr 17:12 \fr*\ft \+bd «Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим;...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сениң намиң билән уларни сақлидим; Сән маңа тапшуруп бәргәнләрниң Саңа болған садиқлиғини қоғдидим;... ». Бу «нам» йәнила жуқуриқи изаһатта ейтқинимиздәк «Ата» болса керәктур. \+bd «һалакәткә хас болған киши»\+bd* — грек тилида «һалакәтниң оғли» дегән сөз билән ипадилиниду, у Йәһуда Ишқарийотни көрситиду, әлвәттә. Мәсиһгә сатқунлуқ қилған кишиниң һалакәткә йүзлиниши тоғрилиқ бешарәтләр бәлким «Зәб.» 40:10, 108:1-20 вә «Пәнд.» 24:22 (LXX)ни өз ичигә алса керәк.\ft*\f* \x + \xo 17:12 \xo*\xt Йәш. 8:18; Юһ. 6:39; 10:28; 18:9; Ибр. 2:13.\xt*\x* \v 13 Мана әнди сениң йениңға баримән. Мениң шатлиғим уларда толуп ташсун дәп, бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим. \v 14 Мән уларға сөз-каламиңни тапшурдум. Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин болмиғини үчүн, бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтлиниду. \f □ \fr 17:14 \fr*\ft \+bd «мән бу дуниядин болмиғинимдәк...»\+bd* — яки «мән бу дунияға мәнсуп болмиғинимдәк...».\ft*\f* \x + \xo 17:14 \xo*\xt Юһ. 15:19.\xt*\x* \v 15 Уларни бу дуниядин айривәткәйсән дәп тилимәймән, бәлки уларни рәзил болғучидин сақлиғайсән, дәп тиләймән. \f □ \fr 17:15 \fr*\ft \+bd «рәзил болғучи»\+bd* — Шәйтан, Иблис.\ft*\f* \v 16 Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин әмәстур. \v 17 Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән, чүнки сөз-каламиң һәқиқәттур. \f □ \fr 17:17 \fr*\ft \+bd «Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән»\+bd* — «Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән» грек тилида «муқәддәсләштүргәйсән» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Инҗилда һәм Тәвратта «муқәддәс» дегән сөз «пак» һәм «Худаға алайитән аталған» дегән икки уқумни билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 17:17 \xo*\xt Зәб. 118:142; Юһ. 8:4.\xt*\x* \v 18 Сән мени дунияға әвәткиниңдәк, мәнму уларни дунияға әвәттим. \x + \xo 17:18 \xo*\xt Юһ. 20:21.\xt*\x* \v 19 Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун дәп, өзүмни Саңа хас атаймән.\f □ \fr 17:19 \fr*\ft \+bd «Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип өзүңгә аталсун дәп...»\+bd* — «муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун» грек тилида «уларму һәқиқәттә муқәддәсләштүрүлсун» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Жуқириқи изаһатни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 17:19 \xo*\xt 1Кор. 1:2,30; 1Тес. 4:7.\xt*\x* \m \v 20 Мән ялғуз улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң сөзи арқилиқ маңа етиқат қилидиғанлар үчүнму дуа қилимән. \v 21 Уларниң һәммиси бир болғай; и Ата, Сән мәндә, мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә бир болғай; шундақ болғанда, бу дуниядикиләр мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишиниду. \x + \xo 17:21 \xo*\xt Юһ. 10:38; 14:11; Гал. 3:28.\xt*\x* \v 22 Сән маңа ата қилған шан-шәрәпни уларға ата қилдимки, биз иккимиз бир болғандәк, уларму бир болғай; \v 23 йәни мән уларда, сән мәндә болуп, улар бирликтә камил қилинғай. Шу арқилиқ бу дуниядикиләр мени әвәткәнлигиңни һәм мени сөйгиниңдәк уларниму сөйгәнлигиңни билиду. \m \v 24 И Ата, Сән маңа бәргәнлириңниң һәммисиниң мән болған йәрдә мән билән биргә болушини, шундақла мениң шан-шәривимни, йәни Сән аләм апиридә болуштин бурун мени сөйгәнлигиң үчүн, маңа бәргән шан-шәрәпни уларниң көрүшини халаймән.\x + \xo 17:24 \xo*\xt Юһ. 12:26; 14:3.\xt*\x* \m \v 25 И һәққаний Ата, бу дуниядикиләр сени тонумиған, амма мән Сени тонуймән вә буларму мени Сениң әвәткәнлигиңни билди. \x + \xo 17:25 \xo*\xt Юһ. 15:21; 16:3, 27; 17:8.\xt*\x* \v 26 Вә мән Сениң намиңни уларға аян қилдим вә йәнә давамлиқ аян қилимән. Шуниң билән, Сениң маңа көрсәткән меһир-муһәббитиң уларда болиду вә мәнму уларда болай.\f □ \fr 17:26 \fr*\ft \+bd «мән Сениң намиңни уларға аян қилдим»\+bd* — 6-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.\ft*\f* \b \b \m \c 18 \s1 Әйсаниң тутқун қилиниши \r Мат. 26:47-56; Мар. 14:43-50; Луқа 22:47-53 \m \v 1 Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип Кидрон җилғисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Әйса билән мухлислири у бағчигә кирди.\f □ \fr 18:1 \fr*\ft \+bd «Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип...»\+bd* — мошу йәрдики «ташқириға чиқип...» зияпәт болған өйдин яки Йерусалим шәһириниң өзидин чиқишни билдүриду. Кидрон вадиси болса шәһәрниң сиртида (шәриқ тәрәптә) еди.\ft*\f* \x + \xo 18:1 \xo*\xt 2Сам. 15:23; Мат. 26:36; Мар. 14:32; Луқа 22:39.\xt*\x* \v 2 Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму у йәрни биләтти, чүнки Әйса мухлислири билән пат-пат у йәрдә жиғилип олтиратти. \v 3 Шуниң билән Йәһуда бир топ Рим ләшкәрлири билән баш каһинлар һәм Пәрисийләр әвәткән қаравулларни башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.\x + \xo 18:3 \xo*\xt Мат. 26:47; Мар. 14:43; Луқа 22:47.\xt*\x* \v 4 Әйса бешиға чүшидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: \m — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди. \m \v 5 Насарәтлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. \m Әйса уларға: \m — Мана мән болимән, — деди. \m (Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң арисида туратти). \v 6 Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти.\f □ \fr 18:6 \fr*\ft \+bd «Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти»\+bd* — «Юһанна»дики башқа бәзи йәрләрдики «Мән болимән» дегән сөз Худаниң «Мән әзәлдин Бар Болғучидурмән» дегән намини билдүриду. Бизниңчә мошу йәрдә «Мана мән болимән» дегәнму шу мәнини билдүриду; чүнки аңлиғучилар уни аңлапла «арқилириға йенип йәргә жиқилишти».\ft*\f* \v 7 Шуниң билән Әйса улардин йәнә бир қетим: \m — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди. \m — Насарәтлик Әйсани, — дейишти улар. \m \v 8 Әйса: — Силәргә ейттимғу, мән шу болимән. Әгәр издигиниңлар мән болсам, буларни кәткили қоюңлар, — деди. \m \v 9 Буниң билән өзиниң: «\add Ата\add*, Сән маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини жүтүрмидим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.\f □ \fr 18:9 \fr*\ft \+bd «Буниң билән өзиниң ... сөзи әмәлгә ашурулди»\+bd* — яки «Буниң билән өзиниң ... сөзи әмәлийәттә испатланди». Бу сөзләр асасән һәм 6:39 һәм 17:12дә тепилиду.\ft*\f* \x + \xo 18:9 \xo*\xt Юһ. 6:39; 10:28; 17:12.\xt*\x* \m \v 10 Симон Петрусниң йенида бир қилич болғач, у шуан уни суғуруп, баш каһинниң чакириға бирни уруп, оң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. Чакарниң исми Малкус еди. \x + \xo 18:10 \xo*\xt Мат. 26:51; Мар. 14:47; Луқа 22:50.\xt*\x* \v 11 Әйса Петрусқа: \m — Қилични ғилапқа сал! Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим? — деди.\f □ \fr 18:11 \fr*\ft \+bd «Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим?»\+bd* — бу «қәдәһ» өзи тартиш керәк болған азап-оқубәтләрни көрситиду. «Мат.» 26:39, «Мар.» 14:36 вә Луқа» 22:42ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 18:11 \xo*\xt Мат. 20:22; 26:39.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң Аннасниң алдиға елип берилип, сорақ қилиниши \r Мат. 26:57-58; Мар. 14:53-54; Луқа 22:54 \m \v 12 Шуниң билән, ләшкәрләр топи билән миң беши һәм Йәһудийларниң қаравуллири Әйсани тутуп бағлашти. \v 13 Андин уни алди билән Аннасниң алдиға елип беришти. Аннас болса шу жили баш каһин болуп турған Қаяфаниң қейинатиси еди. \x + \xo 18:13 \xo*\xt Мат. 26:57; Мар. 14:53; Луқа 3:2; 22:54.\xt*\x* \v 14 Бурун Йәһудий кеңәшмисидикиләргә: «Пүтүн хәлиқниң \add һалак болушиниң\add* орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди.\f □ \fr 18:14 \fr*\ft \+bd ««Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди»\+bd* — 11:49-50ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 18:14 \xo*\xt Юһ. 11:50.\xt*\x* \b \m \s1 Петрусниң Әйсадин тениши \r Мат. 26:69-70; Мар. 14:66-68; Луқа 22:55-57 \m \v 15 Әнди Симон Петрус билән йәнә бир мухлис Әйсаниң кәйнидин әгишип барған еди. У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа, баш каһинниң сарийиға Әйса билән тәң кирди. \f □ \fr 18:15 \fr*\ft \+bd «йәнә бир мухлис...»\+bd* — «йәнә бир мухлис» грек тилида «һелиқи мухлис». Юһанна баянида пат-пат өзини намсиз көрситип «һелиқи мухлис» дәйду (18:16, 20:2, 3, 4 вә 8ни көрүң). \+bd «У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа...»\+bd* — алимлар намсиз «у мухлис»ни Юһанна дәп билиду. Чүнки ушбу баянда болғандәк у дайим дегидәк пәқәт «өз көзүм билән көргәнлирим»нила асас қилиду. 21:24ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 18:15 \xo*\xt Мат. 26:58; Мар. 14:54; Луқа 22:54.\xt*\x* \v 16 Лекин Петрус болса дәрвазиниң сиртида қалди. Шуңа баш каһинға тонуш болған һелиқи мухлис ташқириға чиқип, дәрвазивән қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди. \v 17 Дәрвазивән болған шу дедәк Петрустин: \m — Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму? — дәп сориди. \m Яқ, әмәс, — деди Петрус.\f □ \fr 18:17 \fr*\ft \+bd «Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму?»\+bd* — «сән\+bd му\+bd*» дегән сөз бәлким биринчи мухлис өзиниң Әйсаниң мухлиси екәнлигини бу қизға етирап қилғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \m \v 18 Әнди һава соғ болғанлиғи үчүн, чакарлар вә қаравуллар шахардин гүлхан яққан болуп, униң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп иссинди.\x + \xo 18:18 \xo*\xt Мат. 26:69; Мар. 14:67; Луқа 22:55.\xt*\x* \b \m \s1 Баш каһин Аннасниң Әйсани сорақ қилиши \r Мат. 26:59-66; Мар. 14:55-64; Луқа 22:66-71 \m \v 19 Баш каһин болса Әйсадин мухлислири тоғрилиқ вә тәлими тоғрилиқ соал сорашқа башлиди. \v 20 Әйса униңға җававән мундақ бәрди: \m — Мән хәлиқ-аләм алдида ашкарә сөз қилғанмән, барлиқ Йәһудийлар жиғилидиған синагогларда вә ибадәтханида дайим тәлим берип кәлдим, мән йошурун һеч немә демидим. \x + \xo 18:20 \xo*\xt Юһ. 7:26.\xt*\x* \v 21 Буларни немишкә мәндин сорайсән? Ейтқан сөзлиримни аңлиғанлардин сориғин; мана, улар немә дегәнлигимни билиду. \m \v 22 Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған қаравуллардин бири уни бир качат уруп: \m — Баш каһинға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди.\x + \xo 18:22 \xo*\xt Йәр. 20:2; Рос. 23:2.\xt*\x* \m \v 23 — Әгәр яман сөз қилған болсам, униң яман екәнлигини көпчиликниң алдида көрсәткин. Амма ейтқанлирим дурус болса, мени немә үчүн урисән? — деди Әйса униңға. \m \v 24 Буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди.\f □ \fr 18:24 \fr*\ft \+bd «буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди»\+bd* — бу айәткә қариғанда икки баш каһин бар еди. 22-айәттә Аннасму «баш каһин» дейилиду. Мүмкинчилиги барки, улар нөвәт бойичә баш каһинлиқ вәзиписини өтәватқан. 19:21ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 18:24 \xo*\xt Мат. 26:57; Мар. 14:53; Луқа 22:54.\xt*\x* \b \m \s1 Петрусниң Әйсадин йәнә икки қетим тениши \r Мат. 26:71-75; Мар. 14:69-72; Луқа 22:58-62 \m \v 25 Симон Петрус \add отниң\add* алдида иссинип туруватқан еди. \add Йенидикиләр\add*: \m — Сәнму униң мухлислиридин әмәсмидиң? — дейишти. \m — Яқ, әмәсмән, — дәп танди Петрус.\f □ \fr 18:25 \fr*\ft \+bd «йенидикиләр»\+bd* — грек тилида «улар».\ft*\f* \x + \xo 18:25 \xo*\xt Мат. 26:71; Мар. 14:69; Луқа 22:58.\xt*\x* \m \v 26 У йәрдә баш каһинниң чакарлиридин, Петрус қулиқини кесип ташлиған кишигә туққан бириси бар еди. У Петрусқа: \m — Бағчидә сени униң билән биллә көргән едимғу?! — деди. \m \v 27 Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.\x + \xo 18:27 \xo*\xt Юһ. 13:38.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң валий Пилатус алдида сорақ қилиниши \r Мат. 27:1-2, 11-31; Мар. 15:1-20; Луқа 23:1-25 \m \v 28 Андин улар Әйсани Қаяфаниң йенидин римлиқ валийниң ордисиға елип кәлди (шу чағда таң атқан еди). Уни елип кәлгән \add Йәһудийлар\add* болса өзимизни напак қилип булғимайли дәп, ордиға кирмиди. Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти.\f □ \fr 18:28 \fr*\ft \+bd «...Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти»\+bd* — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. 19:14дики изаһатни көрүң. \ft*\fp «Өзимизни напак қилип булғимайли». Уларниң көзқариши: «Йәһудий әмәсләрниң өйигә кирсәк болмайду; чүнки улар бәлким «напак бир нәрсә» (мәсилән бир җәсәт яки өлүк нәрсә)гә тәккән болуши мүмкин; биз уларға тәгсәк улардики «напаклиқ» бизгиму жуқтурулуши мүмкин» дегәндәк еди. Демисәкму, улар көңүл бөлгән бу «таһарәтләр» Тәвраттики муқәддәс қанундики «напаклиқ» тоғрилиқ бәлгүлимиләрдин көп ешип кәткән еди. Қизиқ йери шуки, улар «булғиниш»тин қорқуп өз «паклиғини» булғимаслиққа қизғинлиқ билән тиришқини билән, йәнә Худа әвәткән Қутқузғучи-Мәсиһни өлтүрүш алдида туратти.\fp*\f* \x + \xo 18:28 \xo*\xt Мат. 27:1; Мар. 15:1; Луқа 22:66; 23:1.\xt*\x* \m \v 29 Шуңа \add валий\add* Пилатус сиртқа чиқип, уларниң алдиға берип уларға: \m — Бу адәмниң үстидин немә әрз қилисиләр? — дәп сориди. \m \v 30 Улар: \m — Бу адәм җинайәтчи болмиса, уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти.\f □ \fr 18:30 \fr*\ft \+bd «бу адәм җинайәтчи болмиса...»\+bd* — яки «бу адәм рәзил қилғучи болмиса...».\ft*\f* \m \v 31 — Уни өзүңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә һөкүм чиқириңлар! — деди Пилатус уларға. \m Йәһудийлар: \m — Бизниң һеч кимни өлүмгә мәһкүм қилиш һоқуқимиз йоқ турса, — дейишти. \m \v 32 Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди.\f □ \fr 18:32 \fr*\ft \+bd «Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, Мәсиһ бир нәччә қетим Йәһудий хәлқиниң өзини өлтүрүш үчүн етиқатсиз Йәһудий әмәсләрниң қолиға тапшуридиғанлиғини вә шуниңдәк өзиниң римлиқлар иҗад қилған кресттә өлидиғанлиғини ейтқан еди (мәсилән, «Мат.» 20:19, 26:2, «Луқа» 18:32-33, «Юһ.» 3:14, 12:32-33).\ft*\f* \x + \xo 18:32 \xo*\xt Мат. 20:19; Юһ. 12:32.\xt*\x* \m \v 33 Андин Пилатус йәнә ордисиға кирип, Әйсани чақиртип, униңдин: \m — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди.\x + \xo 18:33 \xo*\xt Мат. 27:11; Мар. 15:2; Луқа 23:3.\xt*\x* \m \v 34 Әйса униңға: \m — Бу соални өзүң сораватамәсән, яки башқилар мән тоғрилиқ саңа шундақ ейтқанму? — деди. \m \v 35 — Мән бир Йәһудийму?! Сени маңа тапшурғанлар өз хәлқиң вә баш каһинларғу! Немә \add җинайәт\add* өткүзгән едиң? — деди Пилатус.\f □ \fr 18:35 \fr*\ft \+bd «мән бир Йәһудийму?»\+bd* — Пилатусниң бу сөзи: «Мән Йәһудий әмәс, хәлқиң сән тоғрилиқ бир немә демигән болса, мәнму һеч немә демәймәнғу!» дегән пуриғи бар соалдур.\ft*\f* \m \v 36 Әйса җававән: — Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур. Әгәр бу дунияға тәвә болған болса, хизмәтчилирим мениң Йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қиливатқан болатти. Һалбуки, мениң падишалиғим бу йәргә тәвә әмәстур, — деди.\f □ \fr 18:36 \fr*\ft \+bd «Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур»\+bd* — яки «мениң падишалиғим бу дуниядин әмәстур».\ft*\f* \x + \xo 18:36 \xo*\xt Юһ. 6:15; 1Тим. 6:13.\xt*\x* \m \v 37 Шуңа Пилатус униңға: \m — Ундақта, сән падишаму? \m Әйса җававән: — Шундақ, ейтқиниңдәк, падишамән. Мән шуниңға туғулғанмән, вә шуниңға дунияға кәлдим: — һәқиқәткә гувалиқ беришим үчүндин ибарәттур. Һәқиқәткә тәвә болған һәр бир киши болса мениң авазимға қулақ салиду, — деди.\f □ \fr 18:37 \fr*\ft \+bd «Шундақ, ейтқиниңдәк»\+bd* —Әйсаниң бу җавапниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.\ft*\f* \m \v 38 Пилатус униңдин: \m — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. \m Пилатус мошуларни дәп, йәнә ташқириға, Йәһудийларниң алдиға чиқип уларға: \m — Мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим. \x + \xo 18:38 \xo*\xt Мат. 27:24; Луқа 23:4.\xt*\x* \v 39 Лекин һәр жили өтүп кетиш һейтида силәр үчүн \add мәһбуслардин\add* бирни қоюп бериш қаидәм бар. Шуңа бу «Йәһудийларниң падишаси»ни силәргә қоюп беришимни халамсиләр? — деди.\f □ \fr 18:39 \fr*\ft \+bd «...мәһбуслардин бирни қоюп бериш қаидәм бар»\+bd* — яки: «...мәһбуслардин бирни қоюп бериш бир адитим бар».\ft*\f* \x + \xo 18:39 \xo*\xt Мат. 27:15; Мар. 15:6; Луқа 23:17.\xt*\x* \m \v 40 Уларниң һәммиси җавап берип: \m — Бу адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп қийқас-сүрән селишти (Бараббас болса бир қарақчи еди).\x + \xo 18:40 \xo*\xt Мат. 27:16; Мар. 15:7; Луқа 23:19; Рос. 3:1.\xt*\x* \b \b \m \c 19 \s1 Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилиниши \m \v 1 Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти.\f □ \fr 19:1 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти»\+bd* — мошу хил «қамчилаш» адәттә крестлиништин авалқи җаза еди. Җаза әсвави төмүр яки сүйәк парчилири бағлақлиқ нәччә танилиқ қамча еди. Бу җазаниң өзи шунчә еғирки, җазаланғучи гаһи вақитларда техи крестләнмәй турупла, униңдин өлүп кетәтти.\ft*\f* \x + \xo 19:1 \xo*\xt Мат. 27:26; Мар. 15:15.\xt*\x* \v 2 Ләшкәрләр тикәнлик шахларни өрүп, бир таҗ ясап, униң бешиға кийдүрүшти вә униңға \add шаһанә\add* сөсүн рәңлик бир тон кийдүрүп, \v 3 униң алдиға келип: \m — Яшиғайла, и Йәһудийларниң «падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, униң йүзигә қайта-қайта качат салди. \m \v 4 Пилатус болса йәнә ордисидин чиқип, халайиққа: \m — Мана! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, уни силәрниң алдиңларға елип чиқтим, — деди. \m \v 5 Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға: \m — Қараңлар, у адәмгә! — деди.\f □ \fr 19:5 \fr*\ft \+bd «Қараңлар, у адәмгә!»\+bd* — Пилатус мошу йәрдә билмигән һалда Зәкәрия пәйғәмбәрниң шу бешаритини ағзиға алған еди: «Қараңлар, «Шах» дәп аталған адәм!» («Зәк.» 3:8, 6:12).\ft*\f* \m \v 6 Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп: \m — Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти. \m Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди. \m \v 7 Йәһудийлар униңға җававән: \m — Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди.\x + \xo 19:7 \xo*\xt Лав. 24:16; Юһ. 5:18; 10:3.\xt*\x* \m \v 8 Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,\f □ \fr 19:8 \fr*\ft \+bd «Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,...»\+bd* — Пилатус немишкә қорқти? Әгәр бириси өзини римлиқ император Қәйсәргә баравәр қилип «Мән Худаниң Оғли» десә, «Қәйсәрниң дүшмини» дәп һесаплиниши мүмкин; шуңа гәрчә униң Әйсани қоювәткүси болсиму, йәнила шундақ қилиштин қорқатти. У йәнә бир тәрәптин, йәни аялиниң Әйса тоғрилиқ агаһландурушидин қорқишиму мүмкин еди («Мат.» 27:19).\ft*\f* \v 9 йәнә ордисиға кирип, Әйсадин: \m — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. \m Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди. \m \v 10 Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди. \m \v 11 Әйса җававән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди.\f □ \fr 19:11 \fr*\ft \+bd «Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти»\+bd* — «әрштин» дегән сөз грек тилида «жуқуридин». Мошу йәрдә шүбһисизки, әршниң өзини көрситиду. \+bd «... мени саңа тапшуруп бәргән адәм»\+bd* — мошу йәрдә Йәһуда әмәс, бәлки баш каһин Қаяфа еди. Қаяфа Йәһудийларниң өзлириниң Қутқузғучи-Мәсиһини етиқатсиз римлиқларға тапшурғанда, әмәлийәттә у пүткүл Йәһудий хәлқиниң вәкили болған еди.\ft*\f* \m \v 12 Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип: \m — Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падиша дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.\f □ \fr 19:12 \fr*\ft \+bd «Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз!»\+bd* — «Қәйсәр» Рим императориниң унвани. «Қәйсәрниң дости» — бу мәхсус бир унван еди. Пилатус бәлким миң тәсликтә шу алаһидә унванға еришкән болуши мүмкин. У йәнә шундақ жуқури унвандин мәһрум болуштин интайин қорқатти.\ft*\f* \x + \xo 19:12 \xo*\xt Рос. 17:7.\xt*\x* \m \v 13 Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди \v 14 (у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға: \m Мана бу силәрниң падишасиңлардур! — деди.\f □ \fr 19:14 \fr*\ft \+bd «у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди»\+bd* — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. Бу күндики һейт «Чагигаһ» дәп атилатти («Қан.» 16:1-13, «2Тар.» 35:1, 2, 6 вә 18ни көрүң). \ft*\fp «Алтинчи саат» башқа изаһатлиримизда ейтқинимиздәк, Рим вақтини көрситиду. Бу әтигән саат алтә еди.\fp*\f* \m \v 15 Лекин улар вақиришип: — Йоқитиң, йоқитиң, уни крестләң! — деди. \m Пилатус уларға: — Мени падишасиңларни крестлигин, дәмсиләр? — деди. \m Баш каһинлар җававән: \m — Қәйсәрдин башқа һеч қандақ падишасимиз йоқтур! — дәп \add товлашти\add*. \m Буниң билән Пилатус уни крестләшкә уларға тапшуруп бәрди.\x + \xo 19:15 \xo*\xt Яр. 49:10.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң крестлиниши \r Мат. 27:32-44; Мар. 15:21-32; Луқа 23:26-39 \m \v 16-17 \add Ләшкәрләр\add* Әйсани елип маңди. У өз крестини йүдүп, «Баш сүйәк җайи» (ибраний тилида «Голгота») дегән йәргә барди.\x + \xo 19:16-17 \xo*\xt Мат. 27:26; Мар. 15:22; Луқа 23:24,25; Мат. 27:31, 33; Мар. 15:22; Луқа 23:26, 33.\xt*\x* \v 18 Улар уни шу йәрдә йәнә икки киши билән тәң кресткә тартти; бу тәрипидә бириси, у тәрипидә бириси вә Әйса уларниң оттурисида кресткә тартилди. \m \v 19 Пилатус тахтиға елан йезип кресткә бекитип қойди. Униңға: — «Насарәтлик Әйса — Йәһудийларниң падишаси» дәп йезилған еди. \x + \xo 19:19 \xo*\xt Мат. 27:37; Мар. 15:26; Луқа 23:38.\xt*\x* \v 20 Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди. \v 21 Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа: \m — «Йәһудийларниң падишаси» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаси, дегән» дәп йезиң, — дейишти. \m \v 22 Бирақ Пилатус җававән: \m — Язидиғанни йезип болдум! — деди. \m \v 23 Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди. \x + \xo 19:23 \xo*\xt Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:34.\xt*\x* \v 24 Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә: \m — Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. \m Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: — \b \m «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, \m Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти». \m Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.\f □ \fr 19:24 \fr*\ft \+bd «Мениң көйнигим»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң чапиним». Зәбурда («Зәб.» 21:19) ибраний тили бойичә «чапан» яки «көйнәк»ни көрситиду. \+bd «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти»\+bd* — «Зәб.» 22:19.\ft*\f* \x + \xo 19:24 \xo*\xt Зәб. 21:19\xt*\x* \m \v 25 Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти. \f □ \fr 19:25 \fr*\ft \+bd «Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти»\+bd* — бу айәтни «Мат.» 27:56 билән бирләштүрүп қариғанда, «Әйсаниң анисиниң сиңлиси», йәни Мәрйәмниң сиңлиси болса Зәбәдийниң аяли, шундақла расуллардин Юһанна билән Яқупниң аниси болуш мүмкинчилиги бардур. «Мар.» 15:40дә у «Саломи» дәп атилиду.\ft*\f* \x + \xo 19:25 \xo*\xt Мат. 27:55; Мар. 15:40; Луқа 23:49.\xt*\x* \v 26 Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: \m — И ханим, мана сениң оғлуң! — деди.\f □ \fr 19:26 \fr*\ft \+bd «Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп...»\+bd* — «өзи сөйидиған мухлиси» бәлким бу баянниң муәллипи Юһанна болуши мүмкин. «Кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \m \v 27 Андин у бу мухлисқа: \m — Мана сениң анаң! — деди. \m Шундин етиварән, у мухлис уни өзиниң өйидә турғузди. \b \m \s1 Әйсаниң өлүми \r Мат. 27:45-56; Мар. 15:33-41; Луқа 23:44-49 \m \v 28 Андин Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): \m — Уссап кәттим! — деди.\f □ \fr 19:28 \fr*\ft \+bd «Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди»\+bd* — «Зәб.» 21:16, 32- яки 68:22ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 19:28 \xo*\xt Зәб. 21:16; 69:22\xt*\x* \m \v 29 У йәрдә сиркә шарап билән толдурулған бир коза бар еди. Улар бир парчә булутни сиркә шарапқа чилап, бир лепәкгүл ғолиға бағлап, Әйсаниң ағзиға тәңлиди. \v 30 Әйса сиркә шарапни ичкәндин кейин: \m — Тамам болди! — деди-дә, бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди.\f □ \fr 19:30 \fr*\ft \+bd «Әйса... бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди»\+bd* — Әйса «бешини төвән чүшүрди» андин, «роһини тапшуруп бәрди». Адәттики адәм болса, авал «роһини бериду» \+bd андин\+bd* «бешини төвән чүшүриду». Демәк, Әйса өзи өлүшиниң дәқиқисини талливалди, өзлүгидин өлди (10:17-18ни көрүң).\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң биқиниға нәйзә санҗилиши \m \v 31 У күни \add өтүп кетиш һейтиниң\add* тәйярлиқ күни болғачқа, крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди. \f □ \fr 19:31 \fr*\ft \+bd «У күни өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...»\+bd* — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти). 14-айәт вә изаһатини көрүң. \ft*\fp Жуқирида ейтқинимиздәк, «петир нан һейти»ниң биринчи күни «шабат күни» дәп һесаплинатти. Шуниңдәк бу күни адәттики бир шабат күни (һәптиниң йәттинчи күни, йәни шәнбә күни) болған булошиму мүмкин. Икки тәрәптин «шабат» күни болғачқа, бәлким «улуқ күн» дейилиши мүмкин еди. \+bd «крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди»\+bd* — «Қан.» 21:22-23 вә «Йәшуа» 8:29дә Йәһудий хәлқи үчүн бекитилгән қанун бойичә, өлүм җазаси берилгән бирисиниң җәсити түврүк яки дәрәқтә кәчкичә есиқлиқ турмаслиғи керәк еди; болмиса «зиминиңлар напак болиду» дәп бекитилигән. Кресткә тартилғанлар бәзи вақитларда икки-үч күн есилғандин кейинла өләтти. Әгәр путилири сунулған болса, көксини толуқ көтирәлмәслиги түпәйлидин нәпәс алалмай тезла өләтти.\fp*\f* \v 32 Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти. \v 33 Лекин Әйсаға кәлгәндә, униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән униң путини чақмиди. \v 34 Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти.\f □ \fr 19:34 \fr*\ft \+bd «Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти»\+bd* — «1Юһ.» 5:6-8ни көрүң. «Қан вә су»ниң тәң чиқиши адәмниң һәқиқий өлгәнлигини көрситиду.\ft*\f* \m \v 35 Буни көргүчи силәрниң ишинишиңлар үчүн гувалиқ бериду; көргүчиниң гувалиғи һәқтур, у өзиниң ейтқанлирини һәқ дәп билиду. \v 36-37 Бу ишларниң һәммиси муқәддәс язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» вә йәнә бир бешарәттә: «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашуруш үчүн йүз бәрди.\f □ \fr 19:36-37 \fr*\ft \+bd «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду»\+bd* — «Мис.» 12:10, (LXX) , 12:46, «Чөл.» 9:12, «Зәб.» 33:21. \+bd «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду»\+bd* — «Зәк.» 12:10.\ft*\f* \x + \xo 19:36-37 \xo*\xt Мис. 12:46; Чөл. 9:12; Зәб. 33:21; Зәк. 12:10.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң дәпнә қилиниши \r Мат. 27:57-61; Мар. 15:42-47; Луқа 23:50-56 \m \v 38 Бу ишлардин кейин, Ариматиялиқ Йүсүп Пилатустин Әйсаниң җәситини елип кетишни тәләп қилди (Йүсүп Әйсаниң мухлислиридин еди, лекин Йәһудийлардин қорққини үчүн буни мәхпий тутатти); Пилатус рухсәт бәрди, шуниң билән Йүсүп берип Әйсаниң җәситини елип кәтти. \x + \xo 19:38 \xo*\xt Мат. 27:57; Мар. 15:42; Луқа 23:50; Юһ. 12:42.\xt*\x* \v 39 Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодимму мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип, \add униң\add* \add билән биллә\add* кәлди. \f □ \fr 19:39 \fr*\ft \+bd «Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодим»\+bd* — «Юһ.» 3:1-15ни көрүң. \+bd «мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип,...»\+bd* — шу чағдики «җиң» бәлким 0.325 килограм еди, шуңа дора-дәрманлар 32 килочә еди.\ft*\f* \x + \xo 19:39 \xo*\xt Юһ. 3:1; 7:50.\xt*\x* \v 40 Иккилән Әйсаниң җәситини Йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, канап рәхтләр билән орап кепәнлиди. \v 41 Әйса крестләнгән йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди. \f □ \fr 19:41 \fr*\ft \+bd «бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди»\+bd* — Инҗилдики башқа баянлардин ениқки, бу қәбир (йәрлик) таш өңкүр еди. «Һеч ким шу йәргә қоюлмиған» болғачқа, шу йәр Тәврат қануни бойичә пүтүнләй «пакиз бир җай» (һеч өлүк тегип бақмиған) дәп һесаплинатти.\ft*\f* \v 42 Бу Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи үчүн, улар Әйсани шу йәрликкә қойди.\f □ \fr 19:42 \fr*\ft \+bd «Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...»\+bd* — «һейт» болса «петир нан һейти». Униң биринчи күни билән шабат күни охшашла шу күни кәч саат 6-дә башлинатти, шуңа тезрәк дәпнә қилиниш керәк еди.\ft*\f* \b \b \m \c 20 \s1 Әйсаниң тирилиши \r Мат. 28:1-10; Мар. 16:1-8; Луқа 24:1-12 \m \v 1 Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.\f □ \fr 20:1 \fr*\ft \+bd «һәптиниң биринчи күни»\+bd* — йәни йәкшәнбә күни. \+bd «Магдаллиқ Мәрйәм... қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди»\+bd* — қәбир өңкүр еди («Мат.» 27:60, «Луқа» 23:53).\ft*\f* \x + \xo 20:1 \xo*\xt Мат. 28:1; Мар. 16:1; Луқа 24:1.\xt*\x* \v 2 Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға: \m — Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ! — деди.\f □ \fr 20:2 \fr*\ft \+bd «Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ!»\+bd* — мошу айәттики «биз» испатлайдуки, Инҗилдики башқа «баянлар»да ейтилғандәк, әслидә Мәрйәм билән биллә йәнә башқа аялларму бар еди («Мат.» 28:1, «Мар.» 16:1-2. «Луқа» 23:54-24:1ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 20:2 \xo*\xt Юһ. 13:23; 21:7,20.\xt*\x* \m \v 3 Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди.\x + \xo 20:3 \xo*\xt Луқа 24:12.\xt*\x* \v 4 Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди. \v 5 У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.\x + \xo 20:5 \xo*\xt Юһ. 19:40.\xt*\x* \v 6 Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни, \v 7 шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.\x + \xo 20:7 \xo*\xt Юһ. 11:44.\xt*\x* \m \v 8 Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди\f □ \fr 20:8 \fr*\ft \+bd «Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди»\+bd* — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди.\ft*\f* \v 9 (чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти). \f □ \fr 20:9 \fr*\ft \+bd «униң өлүмдин қайта тирилиши..»\+bd* — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». \+bd «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...»\+bd* — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур.\ft*\f* \x + \xo 20:9 \xo*\xt Зәб. 15:10; Рос. 2:25,31; 13:35.\xt*\x* \v 10 Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.\f □ \fr 20:10 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти»\+bd* — «өз туралғулириға» грек тилида «өзлириниңкигә» яки «өзлириниңкиләргә».\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши \r Мар. 16:9-11 \m \v 11 Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди, \x + \xo 20:11 \xo*\xt Мат. 28:1; Мар. 16:5; Луқа 24:4.\xt*\x* \v 12 мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти. \m \v 13 Улар Мәрйәмдин: \m — Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди. \m — Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға. \m \v 14 У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.\x + \xo 20:14 \xo*\xt Мат. 28:9; Мар. 16:9.\xt*\x* \m \v 15 Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди. \m Мәрйәм уни бағвән шу, дәп ойлап: \m — Тәхсир, әгәр уни сиз шу йәрдин йөткивәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз. Мән уни елип кетимән, — деди. \m \v 16 Мәрйәм! — деди Әйса униңға. \m Мәрйәм бурулупла, ибраний тилида: \m — Раббони! — деди (бу сөз «устаз» дегән мәнидә). \m \v 17 Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.\f □ \fr 20:17 \fr*\ft \+bd «Әйса униңға: — Маңа есилмиғин!.. \+bd*\+bdit деди\+bdit*» — «маңа есилмиғин!» яки «маңа қол тәккүзивәрмә». Кейинки сөзләр буниң мәнасиниң «есилмиғин» екәнлигини ениқ көрситиду. \+bd «Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму атаңларниң, йәни мениң атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин»\+bd* — Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши тоғрилиқ вә униңға ейтқан бу муһим сөзлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 20:17 \xo*\xt Зәб. 21:23; Мат. 28:10; Юһ. 16:2; Ибр. 2:11.\xt*\x* \m \v 18 Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.\x + \xo 20:18 \xo*\xt Мат. 28:8; Мар. 16:10; Луқа 24:9.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң мухлислириға көрүнүши \r Мат. 28:16-20; Мар. 16:14-18; Луқа 24:36-49 \m \v 19 Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида \add көрүнүп\add*, өрә турған һалда уларға: \m — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди. \f □ \fr 20:19 \fr*\ft \+bd «Силәргә хатирҗәмлик болғай»\+bd* — ибраний тилида «Шалом әләйқум!» дегән сөз билән ипадилиниду, әрәб тилида «әссаламуәләйкум».\ft*\f* \x + \xo 20:19 \xo*\xt Мар. 16:14; Луқа 24:36; 1Кор. 15:5.\xt*\x* \v 20 Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди. \x + \xo 20:20 \xo*\xt Юһ. 16:22.\xt*\x* \v 21 Шуңа Әйса уларға йәнә: \m — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.\x + \xo 20:21 \xo*\xt Йәш. 61:1; Мат. 28:19; Мар. 16:15; Луқа 4:18; Юһ. 17:18.\xt*\x* \m \v 22 Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп: \m — Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар. \v 23 Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.\f □ \fr 20:23 \fr*\ft \+bd «Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду!»\+bd* — бу расулларниң кишиләрниң гунайини толуқ кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Ундақ һоқуқ пәқәт Худағила тәвәдур. «Мат.» 16:19 вә 18:18ни көрүң. Бизниңчә, бу «гуналарни кәчүрүм қилиш» җамаәтниң тәртивигә бағлиқтур. Еғир гуна садир қилған етиқатчилар җамаәткә қатнишиверәмду? Рәббимиз «Мат.» 18:15-20дә бу мәсилә тоғрилиқ әмир бериду; бу әмир бойичә җамаәтниң гуна садир қилған амма товва қилмиған қериндашлирини җамаәттин чиқириш һоқуқи бардур. «Коринтлиқларға (1) вә (2)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң, болупму «2Кор.» 2:11 тоғрилиқ чүшәндүрүшимизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 20:23 \xo*\xt Мат. 16:19; 18:18.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң Томасқа көрүнүши \m \v 24 Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди. \f □ \fr 20:24 \fr*\ft \+bd ««кош гезәк» дәп аталған Томас»\+bd* — грек тилида ««Дидимус» дәп аталған Томас».\ft*\f* \v 25 Шуңа башқа мухлислар униңға: \m — Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға: \m — Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди. \m \v 26 Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп: \m — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди. \v 27 Андин у Томасқа: \m — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тиқип, гуманда болмай, ишәнгүчи болғин! — деди.\x + \xo 20:27 \xo*\xt 1Юһа. 1:1.\xt*\x* \m \v 28 Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.\f □ \fr 20:28 \fr*\ft \+bd «Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән!»\+bd* — грек тилида «Мениң Рәббим һәм мениң Худайим!». Һазир барлиқ мухлислар Мәсиһниң толуқ салаһийитини тонуп йәткән еди.\ft*\f* \m \v 29 Әйса униңға: \m — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиң. Көрмәй туруп ишәнгүчиләр бәхитликтур! — деди.\x + \xo 20:29 \xo*\xt 1Пет. 1:8.\xt*\x* \b \m \s1 Ушбу китапниң мәхсити \m \v 30 Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти. \x + \xo 20:30 \xo*\xt Юһ. 21:25.\xt*\x* \v 31 Лекин мошулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ \add униңға\add* етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди. \b \b \m \c 21 \s1 Әйсаниң йәттә мухлисиға көрүнүши \m \v 1 Бу ишлардин кейин, Әйса Тиберияс деңизиниң бойида мухлислириға йәнә бир қетим көрүнди. Униң бу қетимқи көрүнүши мундақ болди:\f □ \fr 21:1 \fr*\ft \+bd «Тиберияс деңизи»\+bd* — Галилийәдә болуп, «Галилийә деңизи» вә «Хиннәсәрәт көли» дәпму атилидиған чоң көлдур.\ft*\f* \v 2 Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.\x + \xo 21:2 \xo*\xt Мат. 4:21; Мар. 1:19; Юһ. 1:46.\xt*\x* \v 3 Симон Петрус: \m Мән белиқ тутқили баримән, — деди. \m Көпчилик: \m Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. \m Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди. \v 4 Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди. \v 5 Шуңа Әйса: \m — Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди. \m — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.\f □ \fr 21:5 \fr*\ft \+bd «силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу?»\+bd* — грек тилида «белиқ туттуңларму?» дегәнни пуритиду.\ft*\f* \m \v 6 Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди. \m Шуниң билән улар торни \add шу яққа\add* ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.\f □ \fr 21:6 \fr*\ft \+bd «Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр»\+bd* — Галилийә деңизидики белиқлар күндүзи деңиз астиға чүшүвалидиғини түпәйлидин, шу вақитта белиқ тутуш зади мүмкин әмәс еди.\ft*\f* \x + \xo 21:6 \xo*\xt Луқа 5:4, 6, 7.\xt*\x* \v 7 Әйса сөйгән мухлис Петрусқа: \m — Бу Рәбқу! — деди. \m Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки \add белиниң асти\add* ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.\x + \xo 21:7 \xo*\xt Юһ. 13:23; 20:2.\xt*\x* \v 8 Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.\f □ \fr 21:8 \fr*\ft \+bd «тәхминән икки йүз гәз»\+bd* — йүз метрдәк.\ft*\f* \v 9 Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди. \v 10 Әйса: \m — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.\x + \xo 21:10 \xo*\xt Луқа 24:41.\xt*\x* \m \v 11 Симон Петрус \add кемигә\add* чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди. \f □ \fr 21:11 \fr*\ft \+bd «Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди»\+bd* — буниң әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \v 12 Әйса: \m — Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: \m — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди. \f □ \fr 21:12 \fr*\ft \+bd «Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди»\+bd* — Рәб Әйса уларға тонуш болған қияпәттин башқа бир хил қияпәттә уларға көрүнгән болса керәк.\ft*\f* \v 13 Әйса нанни әкилип уларға бәрди һәм белиқларниму шундақ қилди. \v 14 Мана бу Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши еди.\f □ \fr 21:14 \fr*\ft \+bd «Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип»\+bd* — грек тилида «Әйсаниң өлгәнләр ичидин тирилип,...». \+bd «өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши»\+bd* — бәлким он бирәйләнниң җәм болған вақтида уларға нисбәтән үчинчи қетимқи көрүнүшини көрситиду.\ft*\f* \b \m \s1 Әйсаниң Петрусниң өзидин үч қетим тенишидин кейин уни әслигә кәлтүрүши \m \v 15 Улар нашта қилғандин кейин, Әйса Симон Петрустин: \m — Юнусниң оғли Симон, сән мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. \m — Шундақ Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән! — деди Петрус. \m Әйса униңға: \m Ундақта, қозилиримни отлитип бақ! — деди.\f □ \fr 21:15 \fr*\ft \+bd «Юнусниң оғли Симон»\+bd* — «Юнус» — грек тилида вә ибраний тилида «Йонаһ» (әрәбчә «Юнус»). Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» дейилиду. \+bd «мени булардинму чоңқур сөйәмсән»\+bd* — мошу соалда «булар» кимни билдүриду? Бизниңчә әйни йәрдә турған башқа мухлисларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз. \+bd «мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән!»\+bd* — «сөйидиғанлиғим» мошу йәрдә адәттә «дост тутуш» дегән бир пеил билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси грек тилидики «сөйүш»тин аҗиз болғачқа, бәзи алимлар Петрусниң сөзи «мениң саңа болған муһәббитимни «сөйүш» дегили болмайду, пәқәт «дост тутуш» дегили болиду» дегәндәк кичик пеиллиқни билдүриду яки болмиса Петрусниң өзиниң Әйсаға болған муһәббитигә гумани барлиғини билдүриду, дәп қарайду. Биз бу көзқарашқа қайилмиз.\ft*\f* \m \v 16 У иккинчи қетим йәнә униңдин: \m — Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди. \m Петрус йәнә: \m — Шундақ, Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән, — деди. \m Әйса униңға: \m — Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.\f □ \fr 21:16 \fr*\ft \+bd «...Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән»\+bd* — «сөйидиғанлиғим» дегән сөз -15-айәттикидәк «дост тутуш» дегән пеил билән ипадилиниду.\ft*\f* \m \v 17 Үчинчи қетим униңдин йәнә: \m — Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди. \m Петрус Әйсаниң үчинчи қетим өзидин: «Мени сөйәмсән?» дәп сориғанлиғиға көңли йерим болуп: \m — Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән, — деди. \m Әйса униңға: \m — Ундақта, қойлиримни отлат. \f □ \fr 21:17 \fr*\ft \+bd «Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән?»\+bd* — «сөйәмсән» — Әйса бу қетим «сөйүш»ни билдүрүш үчүн (15-айәттики) «дост тутуш» дегән пеилни ишлитиду. \+bd «Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән»\+bd* — бу айәттики «сөйәмсән?» вә «сөйидиғанлиғим» иккиси жуқурида тилға елинған «дост болуш» дегән пеил билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 21:17 \xo*\xt Юһ. 16:30.\xt*\x* \v 18 Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа шуни ейтип қояйки, яш вақтиңда белиңни өзүң бағлап, қәйәргә барай десәң шу йәргә маңаттиң; лекин яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.\f □ \fr 21:18 \fr*\ft \+bd «яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду»\+bd* — бәзи кона тарихлар бойичә, расул Петрус ахирда Рәбби Әйсадәк крестләнгән (Рим шәһиридә).\ft*\f* \x + \xo 21:18 \xo*\xt Юһ. 13:36; Рос. 12:3; 2Пет. 1:14.\xt*\x* \m \v 19 Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүш арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини ениқ билдүрүш үчүн ейтти. Андин, униңға йәнә: \m — Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.\x + \xo 21:19 \xo*\xt 2Пет. 1:14.\xt*\x* \m \v 20 Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди (бу мухлис кәчлик тамақта Әйсаниң қучиғиға йөлинип: «И Рәб, сени тутуп беридиған кимду?» дәп сориған мухлис еди). \f □ \fr 21:20 \fr*\ft \+bd «Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди..»\+bd* — жуқурида ейтқинимиздәк, «Әйса сөйидиған мухлис» расул Юһаннадур.\ft*\f* \x + \xo 21:20 \xo*\xt Юһ. 13:23; 20:2; 21:7.\xt*\x* \v 21 Петрус уни көрүп, Әйсадин: \m — И Рәб, бу адәм кейин қандақ болар? — дәп сориди. \m \v 22 Әйса униңға: — Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?! Маңа әгәшкүчи болғин, — деди. \m \v 23 Буниң билән қериндашлар арисида «Һелиқи мухлис өлмәйду» дегән гәп тарқалди. Лекин Әйса Петрусқа: «У өлмәйду» демигән еди, бәлки пәқәт: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?!» дегән еди. \b \m \s1 Хатимә \m \v 24 Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәмдә бу ишларни хатирилигүчи әнә шу мухлистур. Униң гувалиқиниң һәқиқәт екәнлигини билимиз.\x + \xo 21:24 \xo*\xt Юһ. 19:35.\xt*\x* \m \v 25 Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди; әгәр уларниң һәммиси бир-бирләп йезилған болса, мениңчә йезилған китаплар пүткүл аләмниң өзигә сиғмайтти! \x + \xo 21:25 \xo*\xt Юһ. 20:30.\xt*\x*