\id JDG \ide UTF-8 \h Батур Һакимлар \toc1 Батур Һакимлар \toc2 Батур Һакимлар \toc3 Һак. \mt1 Батур Һакимлар \c 1 \s1 Исраилларниң Ⱪананийлар билән җәң қилип, зиминини қисмән егилиши \m \v 1 Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди.\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики...»\+bd* — мошу җүмлә «Вә» дегән сөз билән башлинип, «Батур Һакимлар» дегән китапниң «Йәшуа» дегән китап билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Йәшуа» 24:33-айәтни көрүң. Мәзкур китап «Йәшуа» дегән китапниң давамидур.\ft*\f* \x + \xo 1:1 \xo*\xt Һак. 20:18\xt*\x* \m \v 2 Пәрвәрдигар сөз қилип: — Йәһуда чиқсун; мана, Мән зиминни униң қолиға тапшурдум, — деди.\f □ \fr 1:2 \fr*\ft \+bd «Йәһуда»\+bd* — мошу йәрдә Йәһуда қәбилисини көрситиду.\ft*\f* \m \v 3 У вақитта Йәһуда акиси Шимеонға: — Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң, мәнму саңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға сән билән биллә чиқип \add соқушимән\add*, девиди, Шимеон униң билән биллә чиқти.\f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «Шимеон»\+bd* — мошу йәрдә Шимеон қәбилисини көрситиду. \+bd «Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң,....»\+bd* — мошу айәттики «сән», «мән», «маңа», «униң» дегәнләр қәбилидики көп адәмләрни көристиду.\ft*\f* \m \v 4 Йәһуда у йәргә чиққанда, Пәрвәрдигар Ⱪананийлар вә Пәриззийләрни уларниң қолиға тапшурди. Шуниң билән улар Безәк дегән җайда уларни уруп қирип, он миң адимини өлтүрди. \v 5 Улар Безәктә Адони-Безәк дегән падиша билән учришип қелип, униң билән соқушуп Ⱪананийлар билән Пәриззийләрни уруп қирди. \f □ \fr 1:5 \fr*\ft \+bd «Адони-Безәк»\+bd* — бәлким шу падишаниң исми әмәс, бәлким униң унвани болуши мүмкин; мәнаси «Безәкниң әмри».\ft*\f* \v 6 Адони-безәк қачти, улар қоғлап берип, уни тутувелип, қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғини кесивәтти. \v 7 Шуниң билән Адони-Безәк: — Әйни чағда қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғи кесиветилгән йәтмиш падиша дәстихинимниң тегидики увақларни терип йегән еди. Мана әнди Худа мениң қилғанлиримни өзүмгә яндурди, деди. \m Андин улар уни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди.\f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «...Андин улар \+bd*\+bdit Адони-Безәкни\+bdit* Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди» — Йәһуда вә Шимеонларниң Адони-Безәкни тирик қалдуруши Муса пәйғәмбәр вә Йәшуа пәйғәмбәрниң бу таипиләр тоғрисида тапилиғиниға хилап еди (мәсилән, «Қан.» 7:16, «Йә.» 10:40, 11:12).\ft*\f* \b \m \v 8 Йәһудалар Йерусалимға һуҗум қилип шәһәрни ишғал қилди; улар у йәрдә олтарғучиларни қиличлап қирип, шәһәргә от қоювәтти. \m \v 9 Андин Йәһудалар чүшүп, тағлиқ район, җәнупдики Нәгәв вә Шәфәлаһ ойманлиғида туруватқан Ⱪананийлар билән соқушти.\x + \xo 1:9 \xo*\xt Йә. 10:36; 11:21; 15:13\xt*\x* \m \v 10 Андин Йәһудалар Һеброндики Ⱪананийларға һуҗум қилип, Шешай, Аһиман вә Талмайларни уруп қирди (илгири Һеброн «Кириат-Арба» дәп атилатти). \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «Шешай, Аһиман вә Талмайлар»\+bd* — бу үч адәм гигант еди («Йә.» 15:14).\ft*\f* \x + \xo 1:10 \xo*\xt Йә. 15:14\xt*\x* \v 11 Андин улар у йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбир «Кириат-Сәфәр» дәп атилатти).\x + \xo 1:11 \xo*\xt Йә. 15:15-19.\xt*\x* \b \m \v 12 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди. \m \v 13 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди. \v 14 Вә шундақ болдики, қиз \add ятлиқ болуп\add* униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.\f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин ... сориди»\+bd* — бу иш сәл сирлиқ туюлиду. Немишкә отнийәлниң өзи бу тәләпни қоймайду? Аксаһ тойға барғанда униң атисиму униңға һәмраһ болуп барған болса керәк; шуниң билән Отнийәлниңкигә барғанда Аксаһ өзи алдирап кетип беваситә атисиға шу тәләпни қойған болса керәк.\ft*\f* \m \v 15 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин \add қағҗирақ\add* йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.\f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән»\+bd* — ибраний тилида пәқәт «сән маңа Нәгәвдин йәр бәргән екәнсән...» дейилиду. Әмәлийәттә Дәбир дегән шәһәр Нәгәвдә әмәс (Нәгәв Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чөллүк еди); бәлки тағлиқ районда еди. Лекин әтрапида су аз болғачқа, Аксаһ шу йәрни «Нәгәвдәк (демәк, қағҗирақ) бир йәр» дәп пуритиду.\ft*\f* \b \m \v 16 Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп «Һормилиқ Шәһәр»дин чиқип Арадниң җәнуп тәрипидики Йәһуда чөлигә берип, шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди.\f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «Һормилиқ Шәһәр»\+bd* — Йерихониң башқа бир нами. Йәшуа Йерихо шәһирини харабә қилған еди («Йә.» 6:24); шуңа «Һормилиқ Шәһәр» мошу йәрдә Йерихониң әтраплирини көрсәтсә керәк. \+bd «Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп ... шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди»\+bd* — бу хәвәрни беришниң сәвәви Кенийләрниң Йәһуда қәбилисидикиләргә болған амрақлиғини көрситиштин ибарәт болса керәк.\ft*\f* \m \v 17 Йәһуда болса акиси Шимеон билән биллә берип, Зәфат шәһиридә туруватқан Ⱪананийларни уруп қирип, шәһәрни мутләқ вәйран қилди; шуниң билән шәһәрниң исми «Хормаһ» дәп аталған.\f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «Һормаһ»\+bd* — буниң мәнаси «вәйран қилиш».\ft*\f* \m \v 18 Андин Йәһудалар Газа билән униң әтрапини, Ашкелон билән униң әтрапини, Әкрон билән униң әтрапини егилиди. \v 19 Пәрвәрдигар Йәһуда билән биллә болғач, улар тағлиқ жутни мәғлуп қилип алди; лекин җилғидикиләрни болса, уларниң төмүр җәң һарвулири болғачқа, уларни зиминидин қоғливетәлмиди.\f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «...җилғидикиләр»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «... төвән жуттикиләр».\ft*\f* \m \v 20 Улар Мусаниң буйруғинидәк Һебронни Каләбкә бәрди. Шуниң билән Каләб Анакниң үч оғлини у йәрдин қоғливәтти.\x + \xo 1:20 \xo*\xt Чөл. 14:24; Йә. 14:13\xt*\x* \b \m \v 21 Лекин Биняминлар болса Йерусалимда олтириватқан Йәбусийларни қоғлап чиқириветәлмиди; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Биняминлар билән Йерусалимда биллә турмақта. \b \m \v 22 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлгә һуҗум қилди; Пәрвәрдигар улар билән биллә еди. \v 23 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлниң әһвалини билип келишкә чарлиғучиларни әвәтти (илгири шәһәрниң нами Луз еди). \x + \xo 1:23 \xo*\xt Яр. 28:19\xt*\x* \v 24 Чарлиғучилар шәһәрдин бир кишиниң чиқип келиватқинини байқап униңға: — Шәһәргә киридиған йолни бизгә көрситип қойсаң, саңа шапаәт көрситимиз, — деди. \m \v 25 Шуниң билән шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди. Улар берип шәһәрдикиләрни уруп қиличлиди; лекин у адәм билән аилисидикиләрни аман қойди. \f □ \fr 1:25 \fr*\ft \+bd «... шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди»\+bd* — Йүсүпниң җәмәтидикиләр шәһәрни аллиқачан қоршивалған еди; бу киши шәһәргә киридиған мәхпий йолни көрситип қойған охшайду.\ft*\f* \v 26 У адәм кейин Һиттийларниң зиминиға берип, шу йәрдә бир шәһәр бәрпа қилип, намини Луз дәп атиди. Та бүгүнгичә униң нами шундақ аталмақта. \m \v 27 Лекин Манассәһләр болса Бәйт-Шеанни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни, Таанақни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни ишғал қилмиди; улар Дор вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Иблеам вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Мегиддо вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни қоғливәтмиди, зиминни алмиди; Ⱪананийлар шу зиминда туруверишкә бәл бағлиған еди. \f □ \fr 1:27 \fr*\ft \+bd «Манассәһләр»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, Йүсүп қәбилиси Манассәһ қәбилиси вә Әфраим қәбилиси дәп иккигә бөлүнәтти.\ft*\f* \x + \xo 1:27 \xo*\xt Йә. 17:11, 12\xt*\x* \v 28 Исраил барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин пүтүнләй қоғливәтмиди. \m \v 29 Әфраимларму Гәзәрдә туруватқан Ⱪананийларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар Гәзәрдә улар билән биллә туривәрди.\f □ \fr 1:29 \fr*\ft \+bd «Әфраимларму...»\+bd* — жуқуриқи 27-айәттики изаһатни көрүң. Йүсүп қәбилиси Манассәһ қәбилиси вә Әфраим қәбилиси дәп иккигә бөлүнәтти.\ft*\f* \x + \xo 1:29 \xo*\xt Йә. 16:10\xt*\x* \b \m \v 30 Зәбулун нә Қитронда туруватқанларни нә Наһалолда туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар уларниң арисида олтирақлишип, уларға һашарчи мәдикар болди.\f □ \fr 1:30 \fr*\ft \+bd «Наһалол»\+bd* — яки «Наһалал».\ft*\f* \b \m \v 31 Ашир болса нә Аккода туруватқанларни нә Зидонда туруватқанларни қоғливәтмиди, шундақла Аһлаб, Ақзиб, Һәлбаһ, Афәк Рәһобларда туруватқанларниму қоғливәтмиди. \f □ \fr 1:31 \fr*\ft \+bd «Афәк»\+bd* — яки «Афик».\ft*\f* \v 32 Шуниң билән Аширлар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; улар Ⱪананийларни өз йеридин қоғливәтмиди. \m \v 33 Нафталилар нә Бәйт-Шәмәштә туруватқанларни нә Бәйт-Анатта туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән улар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анаттики хәлиқ уларға һашарчи мәдикар болди. \m \v 34 Аморийлар Данларни тағлиқ районға мәҗбурий һайдап чиқириветип, уларни җилға-түзләңликкә чүшүшкә йол қоймиди. \v 35 Аморийлар Һәрәс теғи, Айҗалон вә Шаалбимда туруверишкә нийәт бағлиған еди; лекин Йүсүп җәмәтиниң қоли күчәйгәндә, Ⱪананийлар уларға һашарчи мәдикар болди. \v 36 Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти.\f □ \fr 1:36 \fr*\ft \+bd «Сериқ Ешәк давини»\+bd* — бәзидә (ибраний тилиға әгишип) «Акраббим давини» дәп атилиду. \+bd қорам теши»\+bd* — яки «Села». \+bd «Аморийларниң чегариси ... «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дики қорам тешидин тартип жуқури тәрипигә баратти».\ft*\f* \b \b \m \c 2 \s1 Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилға тәнбиһ бериши \m \v 1 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән; \f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси»\+bd* — «тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:1 \xo*\xt Яр. 17:7; Мис. 23:20-22; Қан. 29:13, 14\xt*\x* \v 2 Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?! \x + \xo 2:2 \xo*\xt Қан. 7:2; 12:3\xt*\x* \v 3 Шуңа Мән \add шу чағда\add* силәргә: «\add Шундақ қилсаңлар\add* уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.\f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду»\+bd* — яки «улар силәрни қилтақларға чүшүриду».\ft*\f* \x + \xo 2:3 \xo*\xt Мис. 23:33; 34:12; Қан. 7:16; Йә. 23:13\xt*\x* \m \v 4 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти. \v 5 Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.\f □ \fr 2:5 \fr*\ft \+bd «Боким»\+bd* — мәнаси «жиғлиғучилар». \+bd «... улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди»\+bd* — бу ишқа қариғанда, «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» аян болған чағда, шу йәрләрдә қурбанлиқ қилса болатти. Адәттә пәқәт Худа бекиткән җайдила қурбанлиқ сунушқа болатти («Қан.» 12:5-14ни көрүң).\ft*\f* \b \m \s1 Йәшуа пәйғәмбәрниң дәвридин кейин болған ишлар \m \v 6 Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти. \x + \xo 2:6 \xo*\xt Йә. 24:28\xt*\x* \v 7 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму \add Исраил\add* хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди. \v 8 Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди. \v 9 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди. \f □ \fr 2:9 \fr*\ft \+bd «Тимнат-Сераһ»\+bd* — яки «Тимнат-Һәрәс».\ft*\f* \v 10 Бу дәвирдикиләрниң һәммиси \add өлүп\add* өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди. \b \m \s1 Исраилниң гунани үзлүксиз тәкрарлиши \m \v 11 Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти. \v 12 Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. \v 13 Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти. \f □ \fr 2:13 \fr*\ft \+bd ««Ашәраһлар» \+bd*\+bdit яки Ашәраһ бутлар\+bdit*» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 14 Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, харап қилинсун дәп, у уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға ташлап бәрди, йәнә әтрапидики дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң алдида баш көтирәлмиди. \x + \xo 2:14 \xo*\xt Зәб. 43:13-15; Йәш. 50:1\xt*\x* \v 15 Улар қәйәргә бармисун, Пәрвәрдигарниң қоли уларни апәт билән урди, худди Пәрвәрдигарниң дегинидәк, вә Пәрвәрдигарниң уларға қәсәм қилғинидәк, улар толиму азаплиқ һаләткә чүшүп қалди. \x + \xo 2:15 \xo*\xt Лав. 26; Қан. 28\xt*\x* \v 16 Андин Пәрвәрдигар \add уларниң арисидин\add* батур һакимларни турғузди, улар \add Исраилларни\add* талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутқузуп чиқти. \m \v 17 Шундақтиму, улар өз һакимлириға қулақ салмиди; әксичә улар ят илаһларға әгишип бузуқлуқ қилип, уларға баш уруп чоқунди; ата-бовилириниң маңған йолидин, йәни Пәрвәрдигарниң әмирлиригә итаәт қилиш йолидин тезла чиқип кәтти; улар һеч итаәт қилмиди. \v 18 Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти. \m \v 19 Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти. \x + \xo 2:19 \xo*\xt Һак. 3:12\xt*\x* \v 20 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, У: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн, \v 21 буниңдин кейин Мән Йәшуа өлгәндә бу жутта қалдурған таипиләрдин һеч бирини уларниң алдидин қоғливәтмәймән; \x + \xo 2:21 \xo*\xt Йә. 23:13\xt*\x* \v 22 буниңдики мәхсәт, Мән шулар арқилиқ Исраилниң уларниң ата-бовилири тутқандәк, Мән Пәрвәрдигарниң йолини тутуп маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән» — деди. \m \v 23 Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни нә дәрһалла зиминидин мәһрум қилип қоғливәтмиди нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди.\f □ \fr 2:23 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни ... нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди»\+bd* — бу айәтләр, йәни 10-23-айәтләр «Батур Һакимлар» дегән китапниң қисқа йәкүнидин ибарәттур.\ft*\f* \b \b \m \c 3 \m \v 1 Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Ⱪананийлар билән болған җәңни бешидин өткүзмигән Исраилниң \add әвлатлирини\add* синаш үчүн қалдуруп қойған таипиләр \v 2 (У Исраилларниң әвлатлирини, болупму җәң-урушларни көрүп бақмиғанларни пәқәт җәңни өгүнсун дәп қалдурған еди): — \m \v 3 — улар Филистийләрниң бәш әмирлиги, барлиқ Ⱪананийлар, Зидонлуқлар вә Баал-Һәрмон теғидин тартип Хамат еғизиғичә Ливан тағлиғида туруватқан Һивийлар еди; \f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «Хамат еғизиғичә...»\+bd* — яки «Либо-Һаматқичә...».\ft*\f* \v 4 Уларни қалдуруп қоюштики мәхсити Исраилни синаш, йәни уларниң Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән ата-бовилириға буйруған әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғини билиш үчүн еди. \v 5 Шуниң билән Исраиллар Ⱪананийлар, йәни Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлар арисида турди; \v 6 Исраиллар уларниң қизлириға өйлинип, өз қизлирини уларниң оғуллириға берип, уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирди.\fig «Батур һақимлар»ниң дәври|src="judges-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Һак.»"\fig* \b \m \s1 Биринчи «батур һаким» — Отнийәл \m \v 7 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуп, Бааллар вә Ашәраһларниң қуллуғиға кирди. \v 8 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, уларни Арам-Наһараимниң падишаси Қушан-Ришатаимниң қолиға тапшурди. Бу тәриқидә Исраиллар сәккиз жилғичә Қушан-Ришатаимға беқинди болди. \f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «Хамат еғизиғичә...»\+bd* — «Арам-Наһараим» яки «Месопотамия», йәни «Икки дәрияниң оттурисидики район».\ft*\f* \v 9 Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәргәндә, Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучини турғузуп, у уларни қутқузди. У киши Каләбниң иниси Кеназниң оғли Отнийәл еди. \m \v 10 Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у Исраилға һакимлиқ қилди; у җәңгә чиқивиди, Пәрвәрдигар Арамниң падишаси Қушан-Ришатаимни униң қолиға тапшурди; буниң билән у Қушан-Ришатаимниң үстидин ғалип кәлди. \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Арам»\+bd* — «Сурийә»ниң қедимки нами.\ft*\f* \v 11 Шуниңдин кейин зиминда қириқ жилғичә аманлиқ болди; Кеназниң оғли Отнийәл аләмдин өтти. \b \m \s1 Исраилниң йәнә гуна қилиши вә җазалиниши, «батур һаким Әһуд» \m \v 12 Андин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; улар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғачқа, у Моабниң падишаси Әглонни Исраил билән қаришилишишқа күчләндүрди. \v 13 У Аммонийлар вә Амаләкийләрни өзигә тартип, җәңгә чиқип Исраилни уруп қирип, «Һормилиқ Шәһәр»ни ишғал қилди. \f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «Һормилиқ Шәһәр»\+bd* — Йерихониң башқа бир нами.\ft*\f* \v 14 Буниң билән Исраиллар он сәккиз жилғичә Моабниң падишаси Әглонға беқинди болди. \m \v 15 Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучи, йәни Бинямин қәбилисидин болған Гәраниң оғли Әһудни турғузди; у солхай еди. Исраил униң қоли билән Моабниң падишаси Әглонға соғат әвәтти. \m \v 16 Әнди Әһуд өзигә бир гәз узунлуқта икки бислиқ бир шәмшәр ясатқан еди; уни кийиминиң ичигә, оң янпишиниң үстигә қистурувалди; \v 17 У шу һаләттә соғатни Моабниң падишаси Әглонниң алдиға елип кәлди. Әглон толиму семиз бир адәм еди. \v 18 Әһуд соғатни тәқдим қилип болғандин кейин, соғатни көтирип кәлгән кишиләрни кәткүзүвәтти; \v 19 андин өзи Гилгалниң йенидики таш оймилар бар җайдин йенип, падишаниң қешиға келип: — Әй падиша, мәндә өзлиригә дәйдиған бир мәхпийәтлик бар еди, — девиди, падиша: — Җим тур! — деди. Шуниң билән әтрапидики хизмәткарларниң һәммиси сиртқа чиқип кәтти.\f □ \fr 3:19 \fr*\ft \+bd «Гилгалниң йенидики таш оймилар бар җай...»\+bd* — яки «Гилгалниң йенидики таш оймилар бар җай ойма бутлар...» яки «Гилгалниң йенидики ташлиқлар...». \+bd «Җим тур!»\+bd* — бу буйруқ мошу йәрдә «Бу мәхпий хәвәрни хизмәткарлирим алдида демә, мән халий болушум керәк» дегән мәнидә болса керәк. Шуңа хизмәткарлири чекиниду.\ft*\f* \m \v 20 Андин Әһуд падишаниң алдиға кәлди; падиша ялғуз салқин балиханида олтиратти. Әһуд: — Мәндә сили үчүн Худадин кәлгән бир сөз бар, девиди, падиша орундуқтин қопуп өрә турди. \v 21 Шуниң билән Әһуд сол қолини узитип оң янпишидин шәмшәрни суғуруп елип, униң қосиғиға тиқти. \v 22 Шундақ қилип шәмшәрниң дәстисиму тиғи билән қошулуп кирип кәтти, семиз ети шәмшәрни қисивалғачқа, Әһуд шәмшәрни қосиғидин тартип чиқиривалмиди; үчәй-поқи арқидин чиқти.\f □ \fr 3:22 \fr*\ft \+bd «... үчәй-поқи арқидин чиқти»\+bd* — айәтниң бу ахирқи қисминиң башқа икки-үч тәрҗимилири бар: «у (шәмшәр) арқидин чиқти», «у (шәмшәр) икки пути оттурисидин чиқти», «у (Әһуд) (балиханиниң) кәйнидин чиқти».\ft*\f* \m \v 23 Андин Әһуд даланға чиқип, балиханиниң ишиклирини ичидин етип қулуплап қойди. \v 24 У чиқип кәткәндә, падишаниң хизмәтчилири келип қариса, балиханиниң ишиклири қулуплақлиқ еди. Улар: — Падиша салқин өйдә чоң тәрәткә олтарған болса керәк, дәп ойлиди.\f □ \fr 3:24 \fr*\ft \+bd «чоң тәрәткә олтарған болса керәк»\+bd* — ибраний тилида: «путлирини япқан болса керәк» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \m \v 25 Улар узун сақлап кирмисәк сәт боларму дәп ойлашти; у йәнила балиханиниң ишиклирини ачмиғандин кейин, ачқучни елип ишикләрни ечивиди, мана, ғоҗисиниң йәрдә өлүк ятқинини көрди. \v 26 Әнди улар иккилинип қарап турған вақтида, Әһуд қечип чиққан еди; у таш оймилар бар җайдин өтүп, Сеираһқа қечип кәлгән еди. \v 27 Шу йәргә йәткәндә, у Әфраим тағлиқ районида канай челивиди, Исраиллар униң билән биргә тағлиқ райондин чүшти, у алдида йол башлап маңди. \v 28 У уларға: — Маңа әгишип жүрүңлар, чүнки Пәрвәрдигар дүшминиңлар Моабийларни қолуңларға тапшурди, — девиди, улар униңға әгишип чүшүп, Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, һеч кимни өткүзмиди. \v 29 У вақитта улар Моабийлардин он миңчә әскәрни өлтүрди; буларниң һәммиси тәмбәл палванлар еди; улардин һеч бир адәм қечип қутулалмиди.\f □ \fr 3:29 \fr*\ft \+bd «...улар Моабийлардин он миңчә әскәрни өлтүрди...»\+bd* — бу он миңчә әскәр бәлким Моабниң Исраилларни қуллуқта чиң тутуп туруш үчүн Исраил зиминини идарә қилишқа қалдурған қошуни болса керәк. Әһудниң Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуши уларниң Моаб зиминиға қечиш йолини тосуштин ибарәт еди. \+bd «... тәмбәл палванлар...»\+bd* — яки «... семиз палванлар..».\ft*\f* \m \v 30 Шу күни Моаб Исраилниң қолида бесиқтурулди. Зимин сәксән жилғичә аман-течлиқта турди. \b \m \s1 Шамгар \m \v 31 Әһуддин кейин Анатниң оғли Шамгар һаким болди; у алтә йүз Филистийәликни бирақла кала санҗиғуч билән өлтүрди; уму Исраилни қутқузди.\f □ \fr 3:31 \fr*\ft \+bd «Әһуддин кейин Анатниң оғли Шамгар һаким болди... уму Исраилни қутқузди»\+bd* — Шамгарниң Филистийләр билән җәң қилғанлиғи униң Исраилниң мәғриб тәрипидә, деңиз бойидики түзләңликтә һаким екәнлигини көрситиши мүмкин. 4:1гә қариғанда, «Дәбораһ вә Барақ» Шамгар билән замандаш болса керәк; лекин улар зиминниң шимал вә шәриқ тәрипидә һакимлиқ қилатти.\ft*\f* \b \b \m \c 4 \s1 Дәбораһ вә Барақ \m \v 1 Әнди Әһуд вапат болғандин кейин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилғили турди. \v 2 Шуниң билән Пәрвәрдигар уларни Ⱪананийларниң падишаси Ябинниң қолиға ташлап бәрди. Ябин Һазор шәһиридә сәлтәнәт қилатти; униң қошун сәрдариниң исми Сисера болуп, у Һарошәт-Гойим дегән шәһәрдә туратти. \f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «Ⱪананийларниң падишаси Ябин...»\+bd* — «Ябин» Һазор падишасиниң исми әмәс, бәлки униң унвани болуши мүмкин. \+bd «... Ябинниң қолиға ташлап бәрди»\+bd* — ибраний тилида «Ябинниң қолиға сетип бәрди». \+bd «Һарошәт-Гойим дегән шәһәр...»\+bd* — яки «Таипиләрниң орманлиқ шәһири».\ft*\f* \x + \xo 4:2 \xo*\xt 1Сам. 12:9\xt*\x* \v 3 Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди, чүнки Ябинниң тоққуз йүз төмүр җәң һарвуси болуп, Исраилларға жигирмә жилдин буян толиму зулум қилип кәлгән еди. \m \v 4 У вақитта Лапидотниң хотуни Дәбораһ дегән аял пәйғәмбәр Исраилға һаким еди. \v 5 У Әфраим тағлиғидики Рамаһ билән Бәйт-Әлниң оттурисидики «Дәбораһниң хорма дәриғи»ниң түвидә олтиратти; барлиқ Исраиллар дәвалири тоғрисида һөкүм сориғили униң қешиға келәтти. \m \v 6 У адәм әвәтип Нафтали жутидики Кәдәштин Абиноамниң оғли Барақни чақиртип келип, униңға: — Мана, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар \add мундақ\add* әмир қилған әмәсму?! У: — Сән берип Нафталилар қәбилиси һәм Зәбулун қәбилисидин он миң адәмни өзүң билән биллә елип Табор теғиға чиққин; \f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «... Пәрвәрдигар мундақ әмир қилған әмәсму?!»\+bd* — яки «... Пәрвәрдигар саңа әмир қилған әмәсму?».\ft*\f* \x + \xo 4:6 \xo*\xt Ибр. 11:32\xt*\x* \v 7 шуниң билән Мән Ябинниң қошун сәрдари Сисерани җәң һарвулири вә қошунлири билән қошуп Кишон еқининиң бойиға, сениң қешиңға барғуси нийәткә селип, уни қолуңға тапшуримән дегән, — деди.\x + \xo 4:7 \xo*\xt Зәб. 82:10-11\xt*\x* \m \v 8 Барақ униңға: — Әгәр сән мән билән биллә барсаң, мәнму баримән. Сән мән билән бармисаң, мәнму бармаймән! — деди. \m \v 9 Дәбораһ җававән: — Мақул, мән сән билән барсам барай; һалбуки, сәпириң саңа һеч шан-шәрәп кәлтүрмәйду; чүнки Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду, — деди. Шуниң билән Дәбораһ қопуп Барақ билән биллә Кәдәшкә маңди.\f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «... Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду»\+bd* — ибраний тилида «Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға сетип бериду».\ft*\f* \b \m \v 10 Барақ Зәбулунлар вә Нафталиларни Кәдәшкә чақиртти; шуниң билән он миң адәм униңға әгәшти; Дәбораһму униң билән чиқти \v 11 (шу чағда кенийләрдин болған Һәбәр өзини Мусаниң қейинатиси Һобабниң нәслидин болған кенийләрдин айрип чиқип, Кәдәшниң йенидики Заанаимниң дуб дәриғиниң йенида чедир тиккән еди).\x + \xo 4:11 \xo*\xt Чөл. 10:29\xt*\x*\fig Табор теғиниң мәнзириси (Йизрә'әл түзләңликидин қарайдиған)|src="mount-tabor.jpg" size="span" ref="«Һак.» 4:12"\fig* \m \v 12 Әнди Сисераға: — Абиноамниң оғли Барақ Табор теғиға чиқипту, дегән хәвәр йәткүзүлди. \v 13 Шуни аңлап Сисера барлиқ җәң һарвулирини, йәни тоққуз йүз төмүр җәң һарвусини вә барлиқ әскәрлирини жиғип, Һарошәт-Гойимдин чиқип, Кишон еқининиң йенида топлиди. \m \v 14 Дәбораһ Бараққа: — Қопқин; бүгүн Пәрвәрдигар Сисерани сениң қолуңға тапшуридиған күндүр. Мана, Пәрвәрдигар алдиңда йол башлиғили чиқти әмәсму?! — деди. Шуни девиди, Барақ вә он миң адәм униңға әгишип Табор теғидин чүшти. \v 15 Пәрвәрдигар Сисерани, униң һәммә җәң һарвулири вә барлиқ қошунини қошуп Барақниң қиличи алдида тирипирән қилди; Сисера өзи җәң һарвусидин чүшүп, пиядә қечип кәтти.\x + \xo 4:15 \xo*\xt Зәб. 82:10-11\xt*\x* \m \v 16 Барақ җәң һарвулирини вә қошунни Һарошәт-Гойимгичә қоғлап барди; Сисераниң барлиқ қошуни қилич астида жиқилди, бириму қалмиди. \v 17 Лекин Сисера пиядә қечип, Кенийләрдин болған Һәбәрниң аяли Яәлниң чедириға барди; чүнки Һазорниң падишаси Ябин билән Кенийләрдин болған Һәбәрниң җәмәти оттурисида достлуқ алақиси бар еди. \m \v 18 Яәл Сисерани қарши елишқа чиқип униңға: — Әй ғоҗам, киргинә! Қорқма, мениңкигә киргин, деди. \m Шуниң билән Сисера униң чедириға кирди, у униң үстигә йотқан йепип қойди. \m \v 19 У униңға: — Мән уссап кәттим, маңа бир отлам су бәргинә, девиди, аял берип сүт тулумини ечип, униңға ичкүзүп, андин йәнә уни йепип қойди.\x + \xo 4:19 \xo*\xt Һак. 5:25\xt*\x* \m \v 20 Андин Сисера униңға: — Сән чедирниң ишигидә сақлап турғин. Бирким келип сәндин: — Бу йәрдә бирәрси барму, дәп сориса, йоқ дәп җавап бәргин, — деди. \m \v 21 Әнди Һәбәрниң аяли Яәл қопуп, бир чедир қозуғини елип, қолида болқини тутқиничә шәпә чиқармай униң қешиға барди; у һерип кәткәчкә, қаттиқ ухлап кәткән еди. Яәл униң чекисигә қозуқни шундақ қақтики, қозуқ чекисидин өтүп йәргә кирип кәтти. Буниң билән у өлди. \m \v 22 Шу чағда, Барақ Сисерани қоғлап кәлди, Яәл алдиға чиқип униңға: — Кәлгин, сән издәп кәлгән адәмни саңа көрситәй, — деди. У униң чедириға кирип қаривиди, мана Сисера өлүк ятатти, қозуқ техичә чекисигә қеқиқлиқ туратти. \m \v 23 Шундақ қилип, Худа шу күни Қанаан падишаси Ябинни Исраилларниң алдида төвән қилди. \v 24 Шу вақиттин тартип Исраиллар барғансери күчийип, Қанаан падишаси Ябиндин үстүнлүкни егилиди; ахирда улар Қанаан падишаси Ябинни йоқатти. \b \b \m \c 5 \s1 Нусрәт нәзмиси \m \v 1 Шу күни Дәбораһ вә Абиноамниң оғли Барақ мундақ нәзмә оқуди: — \b \m \v 2 Исраилда йетәкчиләр йол башлиғини үчүн, \m Хәлиқ ихтиярән өзлирини пида қилғини үчүн, \m Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар! \m \v 3 Әй падишалар, аңлаңлар, \m Әй әмирләр, қулақ селиңлар! \m Мән, мән Пәрвәрдигарға атап нәзмә оқуймән, \m Мән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға күй ейтимән. \m \v 4 И Пәрвәрдигар, сән Сеирдин чиққиниңда, \m Едомниң яйлиғидин чиқип жүрүш қилғиниңда, \m Йәр титрәп, асманлардин сулар тамчиди, \m Шундақ, булутлар ямғурлирини яғдурди;\x + \xo 5:4 \xo*\xt Зәб. 67:8, 9, 10\xt*\x* \m \v 5 Тағлар Пәрвәрдигарниң алдида тәврәнди, \m Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти, \m Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида.\f □ \fr 5:5 \fr*\ft \+bd «... Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида»\+bd* — яки «йәни Синай теғида аян болған Худаниң алдида, \ft*\fp — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида».\fp*\f* \x + \xo 5:5 \xo*\xt Мис. 19:18; Зәб. 67:16, 17, 18; 96:5\xt*\x* \m \v 6 Анатниң оғли Шамгарниң күнлиридә, \m Һәм Яәлниң күнлиридә, \m Чоң йоллар ташлинип қелип, \m Йолучилар әгир-тоқай чиғир йоллар билән маңатти; \m \v 7 Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти, \m Таки мәнки Дәбораһ қозғилип, \m Исраилда бир ана сүпитидә пәйда болғинимғичә.\f □ \fr 5:7 \fr*\ft \+bd «Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти»\+bd* — яки «Исраилда кәнт-қишлақлар йоқап кәтти».\ft*\f* \m \v 8 \add Исраиллар\add* йеңи илаһларни таллиди; \m Уруш дәрвазилириға йетип кәлди. \m Қириқ миңчә Исраиллиқниң арисида, \m Я бир қалқан я бир нәйзә тепилисичу?!\f □ \fr 5:8 \fr*\ft \+bd «Уруш дәрвазилириға йетип кәлди»\+bd* — демәк, Исраил тирик Худани ташлап бутларни талливалғини үчүн Худаниң шу җазаси уларниң бешиға чүшти.\ft*\f* \m \v 9 Қәлбим Исраилниң әмирлиригә қайилдур, \m Улар хәлиқ арисида өзлирини ихтиярән пида қилди; \m Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар! \m \v 10 И ақ ешәкләргә мингәнләр, \m И нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, \m И йолда жүргәнләр, көңүл бөлүңлар!\f □ \fr 5:10 \fr*\ft \+bd «нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар»\+bd* — яки «тоқумларниң үстидә олтарғанлар». \+bd «И ақ ешәкләргә мингәнләр, и нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, и йолда жүргәнләр...»\+bd* — бу айәттә пуритилған мәна бәлким «И, Исраилда һазир раһәт күнләрни көргүчиләр, силәр үчүн өз һаятини тәвәккүл қилғанларни әсләңлар!» дегәндәк болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 11 Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанларниң җушқун авазилирини аңлаңлар! \m Улар шу йәрләрдә Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, \m Униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. \m Шу вақитта Пәрвәрдигарниң хәлқи чүшүп дәрвазиларға йетип келип: —\f □ \fr 5:11 \fr*\ft \+bd «Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанлар...»\+bd* — демәк, нусрәт қазанғанлиқтин һәтта су әкәлгили чиққанларму олҗидин өз ара бөлүшиду. \ft*\fp Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Оқячиларниң ғәвғасидин қутулғанлар су алидиған җайларда туруп, Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. Шу вақитта...».\fp*\f* \m \v 12 «И Дәбораһ, ойған, ойған! \m Ойған, ойған, ғәзәл ейтқин! \m Орнуңдин тур, и Барақ, \m Әсирлириңни ялап маң, и Абиноамниң оғли!» — дейишиду.\f □ \fr 5:12 \fr*\ft \+bd «И Дәбораһ, ойған, ойған! ... орнуңдин тур, и Барақ!...»\+bd* — 12-айәттики нәзмә хәлиқ қечип чиқивалған тағлиқтин аман-есән чүшүп, өз шәһириниң дәрвазилириға кәлгәндә хошаллиғидин Дәбораһ вә Бараққа ейтқан сөйүнүш сөзлири болса керәк.\ft*\f* \m \v 13 Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти, \m Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди.\f □ \fr 5:13 \fr*\ft \+bd «Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти»\+bd* — демәк, Худаға садиқ болған «хәлиқ қалдиси» аз болсиму, Барақ вә башқа җасарәтлик әзимәтләргә әгәшкән. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Хәлиқниң аз бир қалдиси күчлүкләрниң үстидин ғалип кәлди». \+bd «Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң хәлқи залимларға қарши чиқишқа мениң йенимға чүшти». Бу айәтниң йәнә бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.\ft*\f* \m \v 14 Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди; \m Мана, Биняминларму қовмлириңға қошулуп әгишип кәлди; \m Макирдин әмирләр чүшүп кәлди, \m Зәбулундин сәрдарлиқ һасисини тутқанлар йетип кәлди.\f □ \fr 5:14 \fr*\ft \+bd «Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди»\+bd* — Әфраим қәбилиси әслидә Амаләкләрниң зиминини егилигән вә уларни һайдивәткән еди. \+bd «Макирдин...»\+bd* — «Макир» мошу йәрдә Манассәһ қәбилисигә вәкиллик қилиду.\ft*\f* \m \v 15 Иссакарниң әмирлири Дәбораһға қошулди; \m Барақ немә қилған болса Иссакарму шундақ қилип, \m Униң кәйнидин җилғиға тап бастуруп етилип чүшти! \m Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!\f □ \fr 5:15 \fr*\ft \+bd «Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида»\+bd* — яки «Рубәнниң еқинлириниң бойида». \+bd «Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!»\+bd* — бу наһайити һәҗвий, кинайилик гәп. Рубәнләрдә шунчә жүксәк нийәт болғини билән һеч немә қилмиди (16-айәтни көрүң).\ft*\f* \m \v 16 Сән немишкә қотанларниң ичидә туруп, \m Қойларға челинған нәйниң авазини аңлашни халап қалдиң? \m Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди! \m \v 17 Гилеадлар болса Иордан дәриясиниң у тәрипидә туруп қалди; \m Данларму немишкә кемиләрниң йенида тохтап қалди? \m Аширлар болса деңиз бойида \add җим\add* олтиривалди, \m Деңиз қолтуқлирида туруп қалди. \m \v 18 Зәбулунлар җанлирини өлүмгә тәвәккүл қилди; \m Нафталиларму җәң мәйданидики жуқури җайларда һәм шундақ қилди! \m \m \v 19 Падишаһлар һәммиси келип, соқушти, \m Ⱪананийларниң падишалириму урушқа чиқти; \m Таанақта, Мегиддониң су бойлирида урушти. \m Лекин бир азму күмүч олҗа алалмиди! \m \v 20 Асманларда юлтузларму җәң қилди, \m Орбитилиридин Сисераға қарши җәңгә атланди. \m \v 21 Кишон дәриясиниң еқини \add дүшмәнни\add* еқитип кәтти; \m Шу қедимий дәрия, у Кишон дәриясидур! \m Әй мениң җеним, пүтүн күчүң билән алға басқин!\f □ \fr 5:21 \fr*\ft \+bd «Кишон дәриясиниң еқини уларни еқитип кәтти»\+bd* — мошу сөзләр жуқуриқи «асманлардики юлтузлар җәң қилди» дегән сөзләрни йорутиду. Язда Кишон дәрияси еқинида су йоқ дейәрлик болиду; қишта күчлүк ақиду. Шуңа, шу хуласигә келимизки, һава райи өзгирип, көп ямғур яққачқа, Кишон дәрияси тешип, Сисераниң җәң һарвулирини еқитип кәтти яки уларни патқаққа патуруп қойди (4-айәттә шу қаттиқ ямғур тилға елиниду).\ft*\f* \m \v 22 Уларниң атлириниң тувақлири такираң-такираң қилмақта, \m Толпарлири чапмақта, чапмақта. \m \v 23 Мәрозға ләнәт оқуңлар, дәйду Пәрвәрдигарниң Пәриштиси, \m У йәрдә олтарғучиларға ләнәт оқуңлар, \m Қаттиқ ләнәт оқуңлар; \m Чунки улар Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди, \m Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди.\f □ \fr 5:23 \fr*\ft \+bd «Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди»\+bd* — яки «Батурлирини елип, Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди».\ft*\f* \m \v 24 Аяллар ичидә кәнийлик Һәбәрниң аяли Яәл бәхит-бәрикәтләнсун, \m Чедирда турған аяллар ичидә у бәхит-бәрикәт тапсун! \m \v 25 Сисера су соривиди, у униңға сүт бәрди, \m Есилзадиләргә лайиқ бир қачида қаймақ тутти; \m \v 26 У сол қолини чедир қозуғиға, \m Оң қолини төмүрчиниң болқисиға узатти; \m Сисерани уруп, \m Баш сөңүкини чеқип, \m Чекисидин янчип өткүзүвәтти.\f □ \fr 5:26 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Яәл\+bdit* сол қолини чедир қозуғиға, ... чекисидин янчип өткүзүвәтти» — бу айәтләргә қариғанда Яәл Сисераниң бешиға қаққан қозуқни болқа билән үч қетим урған.\ft*\f* \m \v 27 Сисера униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, \m У жиқилди, у \add өлүктәк\add* ятти, \m У униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, у жиқилди, \m Қийсайған йәрдә у жиқилип, җан бәрди. \b \m \v 28 Сисераниң аниси пәнҗиридин сиртқа сәп салди, \m У пәнҗириниң руҗикидин товлап: — \m «Униң җәң һарвуси немишкә шунчә узаққичә кәлмәйду? \m Җәң һарвулириниң атлириниң туяқ садаси немишкә шунчә һаял болиду? — деди. \m \v 29 Униң дедәклири арисида даналар җавап бериду, \m Шундақла, у дәрвәқә өз-өзигә җавап бериду: — \m \v 30 «Улар олҗилирини жиғип бөлүшүватқан болмисун йәнә?! \m Һәр бир әркәккә \add аяғ асти қилишқа\add* бир-иккидин қиз тәккәнду, \m Сисераға рәңдар кийимләр, \m Гүл кәштиләнгән рәңдар кийимләрдин олҗа тәккәнду, \m Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!\f □ \fr 5:30 \fr*\ft \+bd «Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!»\+bd* — яки «Мениң бойнумға икки алди-кәйни кәштиләнгән кийимләр олҗа қилип тәккән болса керәк!».\ft*\f* \m \v 31 И Пәрвәрдигар, Сениң барлиқ дүшмәнлириң әнә шундақ йоқутулғай! \m Лекин Сени сөйгәнләр қуяшниң өрләватқандики қудритидәк күчлүк болғай!». \m Шуниң билән зимин қириқ жилғичә теч-аманлиқ тапти. \b \b \m \c 6 \s1 Исраилниң гуна қилиши, җазалиниши; Худаниң Гидеонни һакимлиққа чақириши \m \v 1 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни йәттә жилғичә Мидиянийларниң қолиға тапшуруп бәрди. \v 2 У вақитта Мидиянийлар Исраилниң үстидин ғалип келип, Исраил Мидиянийларниң сәвәвидин өзлири үчүн тағлардин, өңкүрләрдин вә қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди.\f □ \fr 6:2 \fr*\ft \+bd «қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди»\+bd* — яки «қорғанлардин панаһ җайларни ясиди». Ибраний тилида «истиһкамлиқ җайлардин панаһ җайларни ясиди».\ft*\f* \m \v 3 Һәр қетим Исраиллар уруқ териғанда шундақ болаттики, Мидиянийлар, Амаләкийләр вә мәшриқтикиләр келип уларға һуҗум қилатти. \v 4 Уларға һуҗум қилишқа баргаһларни тикип, зиминдики һосулни вәйран қилип, Газағичә Исраилға һеч қандақ ашлиқ қалдурмай, уларниң қой, кала, ешәклириниму елип кетәтти. \v 5 Чүнки улар чекәткиләрдәк көп болуп, өз мал-чарвилири вә чедирлирини елип келәтти; уларниң адәмлири вә төгилири сан-санақсиз болуп, зиминни вәйран қилиш үчүн таҗавуз қилатти. \v 6 Шуниң билән Исраил Мидиянийларниң алдида толиму хар һаләткә чүшүп қалди; андин Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди. \b \m \v 7 Мидиянийларниң дәстидин Исраил Пәрвәрдигарға пәряд көтәргинидә шундақ болдики, \v 8 Пәрвәрдигар Исраилға бир пәйғәмбәрни әвәтти. У келип уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән силәрни Мисирдин чиқирип, «қуллуқ макани»дин елип чиққан едим; \v 9 силәрни мисирлиқларниң қолидин, шундақла силәргә барлиқ зулум қилғучиларниң қолидин қутқузуп, уларни алдиңлардин қоғливетип, уларниң зиминини силәргә бәрдим \v 10 вә силәргә: «Мана, Мән Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлардурмән; силәр Аморийларниң зиминида турғиниңлар билән уларниң илаһлиридин қорқмаңлар» дегән едим. Лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар», — деди.\x + \xo 6:10 \xo*\xt 2Пад. 17:35, 38\xt*\x* \m \v 11 Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси келип Офраһ дегән җайда Абиезәр җәмәтидики Йоашқа тәвә болған дуб дәриғиниң түвидә олтарди. У вақитта \add Йоашниң\add* оғли Гидеон Мидиянийларниң \add булаңчилиғидин\add* сақлиниш үчүн шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти.\f □ \fr 6:11 \fr*\ft \+bd «... шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти»\+bd* — шарап көчлигидә буғдай тепиш толиму қолайсиз, әлвәттә; бу Гидеонниң Мидиянийлардин қорққанлиғини көрситиду.\ft*\f* \m \v 12 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнүп: — Әй җасарәтлик палван, Пәрвәрдигар сән билән биллидур! — деди. \m \v 13 Гидеон униңға җавап берип: — И ғоҗам, әгәр Пәрвәрдигар биз билән биллә болған болса, бу көргүлүкләр немишкә үстимизгә кәлди? Ата-бовилиримиз бизгә сөзләп бәргән униң барлиқ мөҗизилири қени? Булар тоғрисида ата-бовилиримиз: «Мана, Пәрвәрдигар бизни Мисирдин чиқирип кәлмигәнмиди?» — деди. Лекин бүгүнки күндә Пәрвәрдигар бизни ташлап, Мидиянниң қолиға тапшуруп бәрди! — деди. \m \v 14 Пәрвәрдигар униңға қарап: — Сән мошу күчүңгә тайинип, берип Исраилни Мидиянниң қолидин қутқузғин! Мана, Мән сени әвәткән әмәсму? — деди.\x + \xo 6:14 \xo*\xt 1Сам. 12:11; Ибр. 11:32\xt*\x* \m \v 15 Гидеон Униңға: — И Рәб, мән Исраилни қандақ қутқузалаймән? Мениң аиләм болса Манассәһ қәбилиси ичидә әң намрити, өзүм атамниң җәмәтидә әң кичигидурмән, — деди. \m \v 16 Пәрвәрдигар униңға: — Мән җәзмән сән билән биллә болимән; шуңа сән Мидиянларни бир адәмни урғандәк уруп қирисән, — деди. \m \v 17 Гидеон Униңға илтиҗа қилип: — Мән нәзириңдә илтипат тапқан болсам, мән билән сөзләшкүчиниң һәқиқәтән Сән Өзүң екәнлигигә бир аламәт көрсәткәйсән; \v 18 өтүнимән, мән йенип келип өз һәдийә-қурбанлиғимни алдиңға қойғичә бу йәрдин кәтмигәйсән, — деди. \m У җавап берип: — Сән йенип кәлгичә күтимән, деди. \m \v 19 Гидеон берип \add өйгә\add* кирип бир оғлақни тәйярлап, бир әфаһ есил ундин петир нан пиширип, гөшни севәткә селип, шорписини кориға усуп буларни униң қешиға елип келип, униңға сунди (У техичә дуб дәриғиниң түвидә олтиратти). \f □ \fr 6:19 \fr*\ft \+bd «бир әфаһ»\+bd* — 22 литр. Ашлиқ аз болған күнләрдә намрат бир аилә үчүн бу наһайити чоң бир һәдийә-қурбанлиқ болатти.\ft*\f* \v 20 Андин Худаниң Пәриштиси униңға: — Бу гөш билән петир нанларни елип берип, мошу йәрдики \add қорам\add* ташниң үстигә қоюп, шорпини төккин, — девиди, у шундақ қилди. \v 21 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси қолидики һасини узитип учини гөш билән петир нанларға тәккүзивиди, \add қорам\add* таштин от чиқип, гөш билән петир нанларни йәп кәтти. Шу һаман Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму униң көзидин ғайип болди. \m \v 22 Шуниң билән Гидеон униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билип: — Апла, и Рәб Пәрвәрдигар! Чатақ болди, чүнки мән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси билән йүзму-йүз көрүшүп қалдим...! — деди. \m \v 23 Лекин Пәрвәрдигар униңға: — Хатирҗәм болғин! Қорқмиғин, өлмәйсән, — деди.\f □ \fr 6:23 \fr*\ft \+bd «Хатирҗәм болғин»\+bd* — ибраний тилида «Шалом еләйкум!» (Саламуәләйкум). Ибраний тилида мәнаси адәттә «саңа аман-саламәтлик болғай!».\ft*\f* \m \v 24 Шуниң билән Гидеон Пәрвәрдигарға атап у йәрдә бир қурбангаһ ясап, униң исмини «Яһвәһ-шалом» дәп атиди. Бу қурбангаһ та бүгүнгичә Абиезәр җәмәтиниң Офраһ дегән җайида бар.\f □ \fr 6:24 \fr*\ft \+bd «Яһвәһ-шалом»\+bd* — буниң мәнаси: «Пәрвәрдигар хатирҗәмликтур».\ft*\f* \m \v 25 У кечиси Пәрвәрдигар униңға: — Сән атаңниң \add чоң\add* буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип атаңға тәвә болған Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин. \f □ \fr 6:25 \fr*\ft \+bd «Сән атаңниң буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән атаңниң яш буқисини, йәни униң йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип,...». \+bd «Баал қурбангаһини өрүп...»\+bd* — Баалға аталған қурбангаһ бәк чоң болса керәк. Икки буқа бәлким қурбангаһни тартип өрүш үчүн керәк болуши мүмкин. \+bd «...униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин»\+bd* — ««Ашәраһ»лар тоғрилиқ 2:13 вә изаһатини көрүң.\ft*\f* \v 26 Андин мошу қорғанниң үстигә Пәрвәрдигар Худайиңға аталған, бәлгүләнгән рәсим бойичә бир қурбангаһ ясап, иккинчи бир буқини елип, өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин, — деди.\f □ \fr 6:26 \fr*\ft \+bd «...мошу қорғанниң үстигә...»\+bd* — яки «...қорам тешиниң үстигә...» \+bd «бәлгүләнгән рәсим бойичә»\+bd* — «Қан.» 25:6-7ни көрүң. \+bd «өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин»\+bd* — 2:5 вә изаһатини көрүң. Пәрвәрдигарниң пәриштиси яки Пәрвәрдигар Өзи мөмин бәндилиригә көрүнгән йәрләрдә, у қурбангаһлар вә қурбанлиқлар тоғрисидики бекиткән бәлгүлимиләр бәзидә башқичә болуши мүмкин. Гәрчә шу йәр Пәрвәрдигар Исраилларға қурбанлиқ қилиш үчүн рәсмий бекиткән җай болмисиму, шундақла Гидеон өзи каһин болмисиму, Худа бәрибир өзи бекиткән бәлгүлимилиригә өзи егидур; униң Гидеонға қилған бу әмирлири өзиниң шундақ пәвқулъаддә җиддий әһвалларда гаһи вақитларда өз бәлгүлимилирини өзгәртидиғанлиғини испатлайду.\ft*\f* \m \v 27 Шуниң билән Гидеон өз хизмәтчилиридин он адәмни елип берип, Пәрвәрдигарниң өзигә ейтқинидәк қилди; лекин у атисиниң өйидикиләрдин вә шәһәр адәмлиридин қорққини үчүн, у бу ишни күндүзи қилмай, кечиси қилди. \v 28 Әтиси сәһәрдә шәһәр хәлқи қопуп қариса, мана, Баал қурбангаһи өрүветилгән, униң йенидики Ашәраһ бути кесиветилгән еди вә йеңи ясалған қурбангаһниң үстидә иккинчи буқа қурбанлиқ қилинған еди. \v 29 Буни көрүп улар бир-биригә: — Бу ишни ким қилғанду? — дейишти. Улар сүрүштүривиди, буни Йоашниң оғли Гидеонниң қилғанлиғи мәлум болди. \v 30 Шуниң үчүн шәһәрниң адәмлири Йоашқа: — Оғлуңни чиқирип бәргин! У Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһни кесивәткини үчүн өлтүрүлсун! — деди. \m \v 31 Бирақ Йоаш өзигә қаршилишишқа турған көпчиликкә җавап берип: — Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр? Силәр уни қутқузмақчиму? Кимки униң тоғрисида дәвалашса әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун! Әгәр Баал дәрвәқә бир худа болса, ундақта униң қурбангаһини бириси өрүвәткини үчүн, у шу адәм билән өзи дәвалашсун! — деди.\f □ \fr 6:31 \fr*\ft \+bd «Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр?»\+bd* — яки «Силәр Баал үчүн җәң қилмақчимусиләр?». \+bd «...әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун!»\+bd* — яки «...мошу әтигәндила қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун!».\ft*\f* \m \v 32 Бу сәвәптин \add атиси\add* Гидеонни «Йәруббаал» дәп атиди, чүнки \add атиси\add*: «У Баалниң қурбангаһини өрүвәткини үчүн, Баал өзи униң билән дәвалашсун!» дегән еди.\f □ \fr 6:32 \fr*\ft \+bd «Бу сәвәптин атиси...»\+bd* — ибраний тилида «Бу сәвәптин у...» яки «Бу сәвәптин улар...». \+bd «Йәруббаал»\+bd* — бу исимниң мәнаси: «Баалниң өзи униң билән җәң қилсун!» (яки «дәвалашсун!»).\ft*\f* \m \v 33 Амма Мидиян, Амаләкләр вә мәшриқтикиләрниң һәммиси жиғилип, \add Иордан\add* дәриясидин өтүп Йизрәәл җилғисида чедирлирини тикишти. \v 34 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Гидеонниң үстигә чүшти; у канай челивиди, Абиезәр җәмәтидикиләр жиғилип униң кәйнидин әгишип маңди. \v 35 Андин у әлчиләрни Манассәһниң зиминиға берип, у йәрни айлинип келишкә әвәтивиди, Манассәһләр жиғилип униңға әгишип кәлди. У Аширларға, Зәбулунларға вә Нафталиларға әлчи әвәтивиди, уларму униң алдиға чиқишти. \b \m \s1 Гидеонниң Худадин икки қетим аламәт сориши \m \v 36 Гидеон Худаға: — Әгәр Сән һәқиқәтән ейтқиниңдәк мениң қолум билән Исраилни қутқузидиған болсаң, \v 37 Ундақта мана, мән хаманға бир парчә қой териси қоюп қойимән; әгәр пәқәт териниң үстигила шәбнәм чүшүп, чөрисидики йәрләрниң һәммиси қуруқ турса, мән Өзүң ейтқиниңдәк мениң қолум арқилиқ Исраилни қутқузмақчи болғиниңни билимән, — деди. \m \v 38 Иш дәрвәқә шундақ болди. Әтиси сәһәрдә Гидеон қопуп, жуңни сиқивиди, лиқ бир пиялә шәбнәм сүйи чиқти. \m \v 39 Андин Гидеон Худаға йәнә: Ғәзивиңни маңа қозғимиғайсән, мән пәқәт мошу бир қетимла дәймән! Сәндин өтүнәй, мән пәқәт йәнә бу қетим бу терә билән синап бақай; илтиҗа қилимәнки, әнди бу қетим пәқәт терә қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкәй, — деди.\x + \xo 6:39 \xo*\xt Яр. 18:32\xt*\x* \m \v 40 Бу кечисиму Худа шундақ қилди; дәрвәқә пәқәт терила қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкән еди. \b \b \m \c 7 \s1 Худаниң Гидеонни икки қетим синиши вә хатирҗәм қилиши \m \v 1 Йәруббаал (йәни Гидеон) вә өзигә қошулған һәммә хәлиқ әтиси сәһәр қопуп, Һарод дегән булақниң йениға берип чедир тикти. Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса униң шимал тәрипидә, Морәһ егизлигиниң йенидики җилғида еди. \v 2 Әнди Пәрвәрдигар Гидеонға: — Саңа әгәшкән хәлиқниң сани интайин көп, шуңа Мән Мидиянийларни уларниң қолиға тапшуралмаймән. Болмиса Исраил: «Өзимизни өзимизниң қоли қутқузди» дәп махтинип кетиши мүмкин. \v 3 Шуниң үчүн сән әнди хәлиққә: «Кимләр қорқуп титрәк басқан болса, улар Гилеад теғидин йенип кәтсун» дәп җакалиғин — деди. \m Шуниң билән хәлиқниң арисидин жигирмә икки миң киши қайтип кетип, пәқәт он миңила қелип қалди.\x + \xo 7:3 \xo*\xt Қан. 20:8\xt*\x* \m \v 4 Пәрвәрдигар Гидеонға йәнә: — Хәлиқниң сани йәнила интайин көп; әнди сән буларни суниң левигә елип кәлгин. У йәрдә Мән уларни сән үчүн синақтин өткүзәй; Мән кимни көрситип: «У сән билән барсун десәм», у сән билән барсун; лекин Мән кимни көрситип: «У сән билән бармисун» десәм, у сән билән бармисун, — деди. \m \v 5 Шуниң билән Гидеон хәлиқни суниң левигә елип кәлди. Пәрвәрдигар униңға: — Кимки ишт су ичкәндәк тили билән ялап су ичсә, уларни айрим бир тәрәптә турғузғин; һәм кимки тизлинип туруп су ичсә, уларниму айрим бир тәрәптә турғузғин, — деди. \m \v 6 Шундақ болдики, очумини ағзиға тәккүзүп ялап су ичкәнләрдин үч йүзи чиқти. Қалғанларниң һәммиси тизлинип туруп су ичти. \v 7 Андин Пәрвәрдигар Гидеонға: — Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән; лекин қалған хәлиқ болса һәммиси өз җайиға йенип кәтсун, — деди.\f □ \fr 7:7 \fr*\ft \+bd «Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән...»\+bd* — бу синашниң әһмийити бәлким кимниң җәң тәрәпкә ойғақ туруватқанлиғини көрситиши мүмкин. Су ичкәндә тизлинип йүзини суға тиқип ичкәнләр хәтәргә анчә сәгәк болмиса керәк. Бу ишлар тоғрилиқ башқа хил чүшәнчләрму бар.\ft*\f* \m \v 8 Шуниң билән бу \add үч йүз адәм\add* озуқ-түлүк вә канайлирини қолиға елишти; Гидеон Исраилниң қалған барлиқ адәмлирини өз чедириға қайтуруветип, пәқәт шу үч йүз адәмни елип қалди. Әнди Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса уларниң төвән тәрипидики җилғида еди. \m \v 9 Шу кечиси шундақ болдики, Пәрвәрдигар униңға: — Сән қопуп ләшкәргаһқа чүшкин, чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум; \v 10 әгәр сән чүшүштин қорқсаң, өз хизмәткариң Пураһни биллә елип ләшкәргаһқа чүшкин. \v 11 Сән уларниң немә дейишиватқинини аңлайсән, андин сән ләшкәргаһқа \add һуҗум қилип\add* чүшүшкә җүръәт қилалайсән, деди. \m Буни аңлап у хизмәткари Пураһни елип ләшкәргаһниң четидики әскәрләрниң йениға барди. \f □ \fr 7:11 \fr*\ft \+bd «җүръәт қилалайсән»\+bd* — ибраний тилида «қолуң күчләндүрүлиду».\ft*\f* \v 12 Мана Мидиян, Амаләк вә барлиқ мәшриқтикиләр чекәткиләрдәк көп болуп, җилғиниң бойиға йейилған еди; уларниң төгилири көплигидин деңиз саһилидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди.\x + \xo 7:12 \xo*\xt Һак. 6:3, 5, 33\xt*\x* \m \v 13 Гидеон барғанда, мана, у йәрдә бириси һәмраһиға көргән чүшини сөзләп беривататти: — Мана, мән бир чүш көрдум, чүшүмдә мана, бир арпа тоғичи Мидиянниң ләшкәргаһиға домулап чүшүптудәк; у чедирға келип соқулуптидәк, шуниң билән чедир өрулүп, дүм көмтүрүлүп кетипту — дәвататти. \m \v 14 Униң һәмраһи җававән тәбир берип: — Буниң мәнаси шуки, у тоғач Йоашниң оғли, Исраиллиқ адәм Гидеонниң қиличидин башқа нәрсә әмәстур; Худа Мидиян вә униң барлиқ қошунини униң қолиға тапшурупту, деди. \m \v 15 Шундақ болдики, Гидеон бу чүшни вә униң берилгән тәбирини аңлап, сәҗдә қилди. Андин у Исраилниң ләшкәргаһиға йенип келип: — Қопуңлар, Пәрвәрдигар Мидиянниң ләшкәргаһини қолуңларға тапшурди, — деди. \b \m \s1 Гидеонниң ғәлибә қилиши \m \v 16 Шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди. \m \v 17 У уларға: — Силәр маңа қарап, мениң қилғинимдәк қилиңлар. Мана, мән ләшкәргаһниң қешиға барғанда, немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар; \v 18 мән вә мән билән һәмраһ болуп маңған барлиқ адәмләр канай чалсақ, силәрму ләшкәргаһниң чөрисидә туруп канай челиңлар вә: «Пәрвәрдигар үчүн һәм Гидеон үчүн!» дәп товлаңлар, — деди. \m \v 19 Кейинки йерим кечилик күзәтниң башлинишида, күзәтчиләр йеңидин алмашқанда, Гидеон вә униң билән биллә болған йүз адәм ләшкәргаһниң қешиға кәлди; андин улар канай челип қоллиридики комзәкләрни чақти. \v 20 Шу һаман үч гуруппидикиләрниң һәммиси канай челип, комзәкләрни чеқип, сол қоллирида мәшъәлләрни тутуп, оң қоллирида канайларни елип: — Пәрвәрдигарға вә Гидеонға аталған қилич! — дәп товлашқиничә, \v 21 уларниң һәр бири ләшкәргаһниң әтрапида, өз җайида турушти; яв қошуни тәрәп-тәрәпкә петирап, вақирап-җақириған пети қачқили турди. \v 22 Бу үч йүз адәм канай чалғанда, Пәрвәрдигар пүткүл ләшкәргаһтики яв ләшкәрлирини бир-бирини қиличлашқа селип қойди, шуниң билән яв қошуни Зерәраһқа баридиған йолдики Бәйт-Шиттаһ тәрәпкә қачти; улар Таббатниң йенидики Абәл-Мәһолаһниң чегарисиғичә қачти.\x + \xo 7:22 \xo*\xt Зәб. 82:10-11\xt*\x* \m \v 23 Андин Нафтали, Ашир вә пүткүл Манассәһниң қәбилилиридин Исраиллар чақирип келинди вә улар Мидиянийларни қоғлиди. \m \v 24 Шуниң билән Гидеон Әфраим пүткүл тағлиғини арилап келишкә әлчиләрни әвәтип Әфраимларға: — «Силәр чүшүп Мидиянийларға һуҗум қилиңлар, Бәйт-Бараһқичә, шундақла Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егиләп, уларни тосувелиңлар», деди. Шуниң билән Әфраимниң һәммә адәмлири жиғилип, Бәйт-Бараһқичә вә Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егилиди. \v 25 Улар Мидиянниң Орәб вә Зәәб дегән икки әмрини тутувалди; Орәбни улар «Орәб қорам теши» үстидә, Зәәбни «Зәәб шарап көлчиги»дә өлтүрди, Мидиянийларни қоғлап берип, Орәб вә Зәәбниң башлирини елип, Иордан дәриясиниң у тәрипигә Гидеонниң қешиға кәлди.\x + \xo 7:25 \xo*\xt Зәб. 82:12-13; Йәш. 10:26\xt*\x* \b \b \m \c 8 \m \v 1 (Кейин, Әфраимлар униңға: — Сән немишкә бизгә шундақ муамилә қилисән, Мидиянийлар билән соқушқа чиққанда, бизни чақирмидиңғу, дәп униң билән қаттиқ дейишип кәтти.\x + \xo 8:1 \xo*\xt Һак. 12:1\xt*\x* \v 2 У уларға җававән: — Мениң қилғанлиримни қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? Әфраимниң үзүмләрни пасаңдиғини, Абиеәзәрләрниң үзүм үзгинидин артуқ әмәсму? \v 3 Худа Мидиянниң әмирлири Орәб билән Зәәбни қолуңларға тапшурған йәрдә, мениң қолумдин кәлгинини қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? — деди. Шундақ девиди, уларниң униңға болған аччиғи янди).\f □ \fr 8:3 \fr*\ft \+bd «уларниң униңға болған аччиғи янди»\+bd* — ибраний тилида «униңға қарап уларниң роһлири тиничландурулди».\ft*\f* \m \v 4 Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди. У вә өзигә һәмраһ болған үч йүз адәм һерип кәткән болсиму, улар йәнила Мидиянийларни қоғлап дәриядин өтти. \f □ \fr 8:4 \fr*\ft \+bd «Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди... дәриядин өтти»\+bd* — 1-3-айәттә хатириләнгән вақиәләр (Әфраимларниң Гидеонларға аччиқлиниши) 4-21-айәтләрдә хатириләнгән вақиәләрдин кейин болған болса керәк.\ft*\f* \v 5 Гидеон Суккот шәһиридикиләргә: — Маңа һәмраһ болуп кәлгән кишиләргә нан бәрсәңлар, чүнки улар һерип-чарчап кәтти. Биз Мидиянниң икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани қоғлап кетип баримиз, — деди. \m \v 6 Лекин Суккотниң чоңлири җавап берип: — Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?! Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?! — деди.\f □ \fr 8:6 \fr*\ft \+bd «Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?!»\+bd* — ибраний тилида «Зәбаһ вә Залмуннаниң алқанлири һазир сениң қолуңға чүштиму?!». \+bd «Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?!»\+bd* — уларниң нан бәрмәслик сәвәви бәлким шуки, биз нан бәргәндин кейин Гидеон мәғлуп болса (униң аран үч йүз адими бар еди), Мидиянийлар қайтип келип биздин өч алиду, дәп қорққан яки болмиса уларниң Мидиянийлар билән иттипақи болса керәк.\ft*\f* \m \v 7 Гидеон: — Хәп! Шундақ болғини үчүн Пәрвәрдигар Зәбаһ вә Залмуннани мениң қолумға тапшурғанда, әтлириңларни чөлдики янтақ вә шоха билән хаманда тепимән, — деди. \m \v 8 Гидеон у йәрдин Пәнуәлгә берип, у йәрдики адәмләргиму шундақ девиди, Пәнуәлдики кишиләрму униңға Суккоттикиләрдәк җавап бәрди. \v 9 У Пәнуәлдикиләргә: — Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә, бу мунариңларни өрүветимән, — деди.\f □ \fr 8:9 \fr*\ft \+bd «Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә...»\+bd* — ибраний тилида «Мән аман-течлиқ елип йенип кәлгинимдә...».\ft*\f* \m \v 10 У чағда Зәбаһ вә Залмунна Каркор дегән җайда еди; улар билән маңған қошунда он бәш миңчә ләшкәр бар еди. Булар болса мәшриқлиқләрниң пүткүл қошунидин қелип қалғанлири еди, чүнки улардин қилич тутқанлиридин бир йүз жигирмә миңи өлтүрүлгән еди. \v 11 Гидеон болса Нобаһ вә Йогбихаһниң шәрқидики көчмәнләр йоли билән чиқип Мидиянниң ләшкәргаһиға һуҗум қилип, уларни тар мар қилди; чүнки ләшкәргаһтикиләр толиму әндишсиз турған еди. \f □ \fr 8:11 \fr*\ft \+bd «... шәрқидики көчмәнләр йоли...»\+bd* — ибраний тилида «... шәрқидики чедирларда турғучилар йоли». Шу йәр Мидиянийларниң зимини ичидә еди.\ft*\f* \v 12 Зәбаһ вә Залмунна қечип кәтти; Гидеон кәйнидин қоғлап берип, Мидиянниң бу икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани тутувалди; у пүткүл ләшкәргаһтикиләрни алақзадә қилип тирипирән қиливәтти.\x + \xo 8:12 \xo*\xt Зәб. 82:12-13\xt*\x* \m \v 13 Андин Йоашниң оғли Гидеон Һәрәс давинидин өтүп, җәңдин қайтип кәлди. \v 14 У Суккотлуқ бир яш жигитни тутувелип, униңдин сүрүштә қиливиди, жигит униңға Суккотниң чоңлири вә ақсақаллириниң исимлирини йезип бәрди. Улар җәмий болуп йәтмиш йәттә адәм еди. \v 15 Андин Гидеон Суккотниң адәмлириниң қешиға йетип барғанда: — Силәр мени заңлиқ қилип: «Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму? Биз сениң билән биллә маңған мошу һарғин адәмлириңгә нан берәмдуқ?» дегән едиңлар! Мана, у Зәбаһ вә Залмунна дегәнләр! — деди.\f □ \fr 8:15 \fr*\ft \+bd «Зәбаһ вә Залмунна»\+bd* — ибраний тилида «Зәбаһ вә Залмуннаниң алқанлири».\ft*\f* \m \v 16 Шуни дәп у шәһәрниң ақсақаллирини тутуп келип, чөлдики янтақ билән шохиларни елип келип, улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди.\f □ \fr 8:16 \fr*\ft \+bd «... улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди»\+bd* — яки «...улар билән Суккотниң адәмлирини «хаманда тәпти»». Уларни өлтүргән болуши мүмкин (17-айәтниму көрүң).\ft*\f* \m \v 17 Андин у Пәнуәлниң мунарини өрүп, шәһәрдики адәмләрни өлтүрди. \m \v 18 Гидеон Зәбаһ вә Залмуннани сорақ қилип: — Силәр иккиңлар Таборда өлтүргән адәмләр қандақ адәмләр еди? — дәп соривиди, улар җавап берип: — Улар саңа интайин охшайтти; уларниң һәр бири шаһзадидәк еди, — деди. \m \v 19 У буни аңлап: — Улар мениң бир туққанлиримдур, биз бир аниниң оғуллиримиз. Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр әйни вақитта уларни тирик қойған болсаңлар, мән силәрни һәргиз өлтүрмәйттим, — деди; \m \v 20 шуниң билән у чоң оғли Йәтәргә: — Сән қопуп буларни өлтүргин, — деди. Лекин оғул кичик болғачқа қорқуп, қиличини суғурмиди. \m \v 21 Шуниң билән Зәбаһ вә Залмунна: — Сән өзүң қопуп бизни өлтүргин; чүнки адәм қандақ болса күчиму шундақ болиду, — деди. Шундақ девиди, Гидеон қопуп Зәбаһ вә Залмуннани өлтүрди. У төгилириниң бойнидики һилал ай шәкиллик безәкләрни еливалди.\x + \xo 8:21 \xo*\xt Зәб. 82:12-13\xt*\x* \b \m \s1 Гидеонниң падиша болушни рәт қилиши вә бутпәрәслик йолиға кириши \m \v 22 Андин Исраиллар Гидеонға: — Сән бизни Мидиянниң қолидин қутқузған екәнсән, өзүң бизгә падиша болғин; оғлуң вә оғлуңниң оғлиму бизниң үстимизгә һөкүм сүрсун, — деди. \m \v 23 Амма Гидеон уларға җавап берип: — Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән, оғлумму үстүңләргә сәлтәнәт қилмайду; бәлки Пәрвәрдигар Өзи үстүңләргә сәлтәнәт қилиду, деди.\f □ \fr 8:23 \fr*\ft \+bd «Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән»\+bd* — Исраилниң тәливи (22-айәт): «Сән Гидеон бизгә падиша болғайсән» дегәнликтур. Гидеон уларға һакимлиқ қилғини билән уларниң тәливини қәтъий рәт қилиду («Кириш сөз»имизни, «Самуил (1)» 8- вә 12-бап вә «Самуил (1)»дики «Қошумчә сөз»имизниму көрүң).\ft*\f* \m \v 24 Андин Гидеон уларға йәнә: — Силәргә пәқәт бирла илтимасим бар: — Һәр бириңлар өз олҗаңлардин һалқа-зериләрни маңа бериңлар, деди (Мидиянлар Исмаиллардин болғачқа, һәр бири алтун зирә-һалқиларни тақайтти). \m \v 25 Улар җававән: — Беришкә разимиз, дәп йәргә бир йепинчини селип, һәр бири униң үстигә олҗисидин зирә-һалқиларни елип ташлиди. \v 26 У сорап жиққан алтун зириләрниң еғирлиғи бир миң йәттә йүз шәкәл алтун еди, буниңдин башқа Мидиян падишалири өзигә асқан һилал ай шәкиллик буюмлар, зуннар, учисиға кийгән сөсүн егинләр вә төгиләрниң бойниға асқан алтун зәнҗирләрму бар еди.\f □ \fr 8:26 \fr*\ft \+bd «1700 шәкәл»\+bd* — алтун болса бәлким 20 килограмчә келәтти.\ft*\f* \m \v 27 Гидеон бу нәрсиләрдин бир әфод яситип, өз шәһири Офраһта қоюп қойди. Нәтиҗидә, пүткүл Исраил уни издәп бузуқчилиқ қилди. Буниң билән бу нәрсә Гидеон вә униң пүтүн аилисигә бир тор-қапқан болди.\f □ \fr 8:27 \fr*\ft \+bd «әфод»\+bd* — әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:6-30 вә изаһатлирини көрүң. Муса пәйғәмбәр Исраилларға бекиткән қанун бойичә пүткүл Исраил үчүн пәқәт бирла әфод болуши керәк; униң үстигә пәқәт Баш каһинла уни тақиши керәк еди. \+bd «...пүткүл Исраил \+bd*\+bdit әфодни\+bdit* издәп бузуқчилиқ қилди» — Муса пәйғәмбәр бекиткән қанун бойичә «әфод» арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол соралайтти. Лекин Гидеон ясиған бу әфод Худа бекиткән әфод әмәс вә каһинларниң йетәкчилиги астида ишлитилгән әмәс. Нәтиҗидә Гидеон вә аилисидикиләр шу әфод арқилиқ һоқуқини чәктин ашуруп жүргүзгән вә Исраиллар әфодқа бут сүпитидә чоқунуп кәткән охшайду. \ft*\fp «Бузуқчилиқ» — Худа алдида һәр қандақ бутпәрәслик «роһий бузуқлуқ» яки «роһий паһишивазлиқ» дәп һесаплиниду.\fp*\f* \m \v 28 Мидиянийлар шу тәриқидә Исраилларниң алдида бойсундурулуп, иккинчи баш көтирәлмиди; зимин Гидеонниң күнлиридә қириқ жилғичә тинич-арамлиқ тапти. \m \v 29 Йоашниң оғли Йәруббаал қайтип берип, өз өйидә олтарди. \v 30 Гидеонниң аяллири көп болғачқа, униң пуштидин йәтмиш оғул төрәлди. \v 31 Шәкәмдә униң бир кенизигиму бар еди; у униңға бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди.\f □ \fr 8:31 \fr*\ft \+bd «...у \+bd*\+bdit Гидеонға\+bdit* бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди» — қизиқ бир йери шуки, Гидеон падиша болушни рәт қилғини билән падишадәк көп аяллиқ болған вә Шәкәмдики кенизигидин туғулған оғлиға «мениң атам падишадур» («Абимәләк») дәп исим қойған.\ft*\f* \m \v 32 Йоашниң оғли Гидеон узун өмүр көрүп, қерип аләмдин өтти. У Абиезәрләргә тәвә болған Офраһда, өз атиси Йоашниң қәбригә дәпнә қилинди. \m \v 33 Гидеон өлгәндин кейин Исраиллар кәйнигә йенип, Баал бутлириға әгишип бузуқчилиқ қилди вә «Баал-Берит»ни өзлириниң илаһи қилип бекитти. \v 34 Шундақ қилип Исраиллар өзлирини әтрапидики барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузған өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди \v 35 вә шуниңдәк Гидеонниң Исраилға қилған һәммә яхшилиқлирини һеч әслимәй, Йәруббаал (йәни Гидеон)ниң җәмәтигә һеч бир меһриванлиқ көрсәтмиди. \b \b \m \c 9 \s1 Абимәләкниң ака-укилирини өлтүрүши вә падиша болувелиши \m \v 1 Әнди Йәруббаалниң оғли Абимәләк Шәкәмдики анисиниң ака-укилириниң қешиға берип, улар вә анисиниң атисиниң пүткүл җәмәтидикиләргә: — \v 2 Силәр Шәкәмдики барлиқ адәмләрниң қулиқиға сөз қилип уларға: «Силәр үчүн йәтмиш киши, йәни Йәруббаалниң оғуллири үстүңләргә һөкүм сүргини яхшиму яки бирла адәмниң үстүңләрдин һөкүм сүргини яхшиму? Есиңларда болсунки, мән силәрниң қан-қериндишиңлармән» — дегән гепимни йәткүзүңлар, — деди.\f □ \fr 9:2 \fr*\ft \+bd «...мән силәрниң қан-қериндишиңлармән»\+bd* — ибраний тилида «...мән силәрниң сүйәк вә әтлириңлардинмән».\ft*\f* \m \v 3 Шуниң билән униң анисиниң ака-укилири у тоғрилиқ бу гәпләрниң һәммисини Шәкәмдикиләрниң қулақлириға ейтти. Уларниң көңли Абимәләккә майил болуп: — У бизниң қериндишимиз екәнғу, дийишип, \v 4 Баал-Беритниң бутханисидин йәтмиш шәкәл күмүчни елип, униңға бәрди. Бу пул билән Абимәләк бир мунчә бекар тәләп лүкчәкләрни яллап, уларға баш болди. \v 5 Андин у Офраһқа, атисиниң өйигә берип өзиниң ака-укилири, йәни Йәруббаалниң оғуллири болуп җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Лекин Йәруббаалниң кичик оғли Йотам йошурунивалғачқа, қутулуп қалди. \m \v 6 Андин пүткүл Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллодикиләрниң һәммиси жиғилишип берип Абимәләкни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвидә падиша қилип тиклиди.\f □ \fr 9:6 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit улар\+bdit*... жиғилишип берип Абимәләкни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвидә падиша қилип тиклиди» — илгири Йәшуа пәйғәмбәр шу җайда хәлиқ билән «Худаниң йолида маңайли» дәп әһдә түзүп, әһдинамини шу дуб дәриқиниң түвигә көмүп қойған («Йә.» 26:24).\ft*\f* \x + \xo 9:6 \xo*\xt Йә. 24:26\xt*\x* \m \v 7 Бу хәвәр Йотамға йәткүзүлди; у берип Гәризим теғиниң чоққисиға чиқип, у йәрдә туруп жуқури авазда көпчиликкә товлап: — Әй Шәкәм чоңлири, мениң сөзүмгә қулақ селиңлар, андин Худаму силәргә қулақ салиду. \f □ \fr 9:7 \fr*\ft \+bd «у берип Гәризим теғиниң чоққисиға чиқип, у йәрдә туруп жуқури авазда көпчиликкә товлап...»\+bd* — демисәкму, Гәризим теғи Шәкәм шәһириниң удулида туриду.\ft*\f* \v 8 Күнләрдин бир күни дәрәқләр өзлириниң үстигә һөкүм сүридиған бир дәрәқни мәсиһләп падиша тикләшкә издәп чиқип, зәйтун дәриғигә: — Үстимизгә падиша болуп бәргин, дәптикән. \v 9 Зәйтун дәриғи уларға җавап берип: — Худаға вә инсанларға болған һөрмәтни ипадиләйдиған мейимни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту. \m \v 10 Буни аңлап дәрәқләр әнҗир дәриғиниң қешиға берип: — Сән келип үстимизгә падиша болғин, дәп илтиҗа қипту; \v 11 Әнҗир дәриғи уларға җавап берип: — Мән өз ширнәм билән яхши мевәмни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту. \m \v 12 Шуниң билән дәрәқләр үзүм таллиғиниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту, \v 13 үзүм тели уларға җавап берип: — Мән Худа билән адәмләрни хуш қилидиған йеңи шарапни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту. \m \v 14 Андин дәрәқләрниң һәммиси азғанниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту; \v 15 азған уларға җавап берип: — Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән үстүңләргә падиша қилишни халисаңлар, келип мениң сайәмниң астида панаһлиниңлар; болмиса, азғандин бир от чиқиду вә Ливанниң кедир дәрәқлирини йәп кетиду! — дәпту.\f □ \fr 9:15 \fr*\ft \+bd «... болмиса, азғандин бир от чиқиду вә Ливанниң кедир дәрәқлирини йәп кетиду!»\+bd* — Йотамниң бу тәмсили өз атисини көрситиду, әлвәттә; Гидеон гәрчә «теги пәс» адәм болсиму, Исраилға йетәкчилик қилишқа өз һаятини бир нәччә қетим тәвәккүл қилди; шуниң үчүн Исраиллар униңға вә аилисигә меһри-шәпқәт көрситиши керәк.\ft*\f* \m \v 16 Әгәр силәрниң Абимәләкни падиша қилғиниңлар раст сәмимий вә дурус нийәт билән болған болса, Йәруббаал вә униң аилисидикиләргә яхшилиқ қилған, униң қилған әмәллири бойичә униңға қайтурған болсаңлар — \f □ \fr 9:16 \fr*\ft \+bd «Йәруббаал»\+bd* — йәни «Гидеон» — 6:32ни көрүң. \+bd «униң қилған әмәллири бойичә...»\+bd* — ибраний тилида «униң қоллириниң әмәллири бойичә...».\ft*\f* \v 17 (чүнки атам силәр үчүн җәң қилип, өз җенини хәтәргә тәвәккул қилип силәрни Мидиянниң қолидин қутқузди! \v 18 Лекин силәр бүгүн атамниң җәмәтигә қарши қозғилип, униң оғуллирини, җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүп, униң дедигиниң оғли Абимәләкни туққиниңлар болғини үчүн Шәкәм хәлқиниң үстигә падиша қилип тикләпсиләр!) \v 19 — әнди әгәр силәр Йәруббаал вә җәмәтигә сәмимий вә дурус муамилә қилған болсаңлар, силәр Абимәләктин хошаллиқ тапқайсиләр, уму силәрдин хошаллиқ тапқай! \v 20 Лекин болмиса, Абимәләктин от чиқип, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқини йәп кәтсун; шундақла, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқидин от чиқип, Абимәләкни йәп кәтсун! — деди. \m \v 21 Йотам қериндиши Абимәләктин қорқуп, қечип Бәәр дегән җайға берип, у йәрдә олтирақлишип қалди. \m \v 22 Абимәләк Исраилға үч жил сәлтәнәт қилди. \v 23 Худа Абимәләк билән Шәкәмниң адәмлири оттурисиға бир яман роһ әвәтти; шуниң билән Шәкәмдикиләр Абимәләккә асийлиқ қилишқа қозғалди. \f □ \fr 9:23 \fr*\ft \+bd «бир яман роһ»\+bd* — бир җин, демәк.\ft*\f* \v 24 Буниң мәхсити, Йәруббаалниң йәтмиш оғлиға қилинған зораванлиқ вә қан қәризни уларни өлтүргән қериндиши Абимәләкниң бойниға чүшүрүш, шундақла өз ака-укилирини өлтүрүшкә уни қоллап-қувәтлигән Шәкәмдики кишиләрниң бешиға чүшүрүштин ибарәт еди. \b \m \v 25 Шәкәмдики кишиләр Абимәләкни тутмақчи болуп, тағларниң чоққилириға пайлақчиларни бөктүрмә қилип турғузди; улар у йәрдин өткән йолучиларниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу иш Абимәләккә йәткүзүлди. \m \v 26 Әбәдниң оғли Гаал өз ака-укилири билән Шәкәмгә көчүп келивиди, Шәкәмдики кишиләр униңға ишәш бағлап уни өз яр-йөлиги қилди. \v 27 Шундақ қилип улар шәһәрдин етизлиққа чиқип, үзүмзарларниң үзүмлирини үзүп сиқип, шарап ясап, шатлиқ қилип өз бутиниң ибадәтханисиға кирип, йәп-ичишип Абимәләкниң үстидин ләнәт оқуғили турди. \f □ \fr 9:27 \fr*\ft \+bd «шарап ясап,...»\+bd* — ибраний тилида «үзүмләрни дәссәп,...».\ft*\f* \v 28 Әбәдниң оғли Гаал: — Абимәләк дегән ким еди? Шәкәм дегән немә еди, биз немә дәп униңға хизмәт қилғидәкмиз?! У Йәруббаалниң оғли әмәсму? Зәбул униң назатәтчиси әмәсму? Силәр Шәкәмниң атиси Һаморниң адәмлириниң хизмитидә болсаңлар болиду! Биз немишкә Абимәләкниң хизмитидә болидикәнмиз? \f □ \fr 9:28 \fr*\ft \+bd «Абимәләк дегән ким еди? Шәкәм дегән немә еди, биз немә дәп униңға хизмәт қилғидәкмиз?! У Йәруббаалниң оғли әмәсму?»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, «Йәруббаал» дегәнниң мәнаси «Баалниң өзи келип униң билән җәң қилсун!» дегәнлик болуп, Гидеон (йәни, Йәруббаал)ниңму Баалға қарши туридиғанлиғини билдүрәтти. Шуңа Гаалниң сөзиниң мәнаси Шәкәмдикиләр баалпәрәсләр туруп, немишкә Баалға қарши турған адәмниң оғлиниң хизмитидә болиду?» дегәндәк еди. \+bd «силәр Шәкәмниң атиси Һаморниң адәмлириниң хизмитидә болсаңлар болиду»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, Яқуп пәйғәмбәрниң дәвридә Шәкәмдикиләр Һамор дегән бир кишигә беқинди еди («Яр.» 34-бапни көрүң). Һамор тунҗа оғлиға шәһәрниң намини исим қилип қойған. «Шәкәмниң атиси» дәл мошу Һаморни көрситиду; Абимәләк шәһәрни сораштин бурун «шәһәр башлиғи» Һаморниң җәмәтидикиләрдин чиққан болса керәк.\ft*\f* \v 29 Кашки бу хәлиқ мениң қол астимда болса еди! У чағда мән Абимәләкни һайдивтәттим! Мән Абимәләккә: — Өз қошуниңни көпәйтип, җәңгә чиққин! — дегән болаттим. \m \v 30 Әнди шәһәр башлиғи Зәбул Әбәдниң оғли Гаалниң бу сөзлирини аңлиғинида, аччиғи келип, \v 31 әлчиләрни Абимәләкниң қешиға йошурунчә әвәтип: «Мана, Гаалниң оғли қериндашлири билән Шәкәмгә келиватиду; мана, шәһәрни силигә қарши чиқишқа қутритиватиду. \f □ \fr 9:31 \fr*\ft \+bd «Мана, шәһәрни силигә қарши чиқишқа қутритиватиду»\+bd* — яки «Мана, шәһәрни силигә қарши турушқа мустәһкәмләватиду».\ft*\f* \v 32 Шуңа сили адәмлирини елип бүгүн кечә \add шәһәр\add* әтрапидики етизлиққа берип марап олтарғайла; \v 33 әтә күн чиққан һаман қозғилип шәһәргә һуҗум қилғайла; у вә униң адәмлири силигә қарши чиққанда, сили әһвалға қарап униңға тақабил турғайла, — деди. \m \v 34 Буни аңлап, Абимәләк һәммә адәмлирини елип, кечиси чиқип, төрт топқа бөлүнүп, йошурунуп Шәкәмгә һуҗум қилишқа марап олтарди. \m \v 35 Әбәдниң оғли Гаал сиртқа чиқип шәһәрниң дәрвазисида өрә турғанда, Абимәләк өз адәмлири билән йошурунған җайдин чиқти. \v 36 Гаал хәлиқни көрүп Зәбулға: — Мана тағ чоққилиридин адәмләр чүшүватиду, деди. Лекин Зәбул униңға җававән: — Тағларниң көләңгиси саңа адәмләрдәк көрүниду, — деди. \m \v 37 Гаал йәнә сөз қилип: Мана, бир топ адәмләр дөңләрдин чүшүп келиватиду, йәнә бир топ адәмләр «Палчиларниң дуб дәриғи»ниң йоли билән келиватиду, — деди. \m \v 38 Андин Зәбул униңға: — Сениң: «Абимәләк дегән ким еди, биз униң хизмитидә болаттуқму?» дәп чоң гәп қилған ағзиң һазир қени? Мана булар сән көзгә илмиған хәлиқ әмәсму? Әнди чиқип улар билән соқушуп баққин! — деди. \m \v 39 Шуниң билән Гаал Шәкәмдикиләр билән чиқип Абимәләк билән соқушушқа башлиди. \v 40 Лекин Абимәләк уни мәғлуп қилип қоғлиди; у униң алдидин қачти, шундақла нурғун яриланған адәмләр шәһәрниң дәрвазисиғичә йетишип кәткән еди. \v 41 Андин Абимәләк Арумаһда туруп қалди. Зәбул болса Гаал вә униң қериндашлирини қоғлап, уларниң Шәкәмдә турушиға йол қоймиди. \v 42 Әтиси \add Гаалдикиләр\add* далаға чиқти; бу хәвәр Абимәләккә йәткәндә \v 43 у хәлқини елип, уларни үч топқа бөлүп, далада йошурунуп марап турди; у қарап турувиди, Шәкәм хәлқи шәһәрдин чиқти. У қопуп уларға һуҗум қилди. \v 44 Абимәләк вә униң билән болған биринчи топ атлинип шәһәрниң дәрвазисиниң алдиға бесип берип, у йәрдә турди; қалған икки топ етилип берип далада турған адәмләргә һуҗум қилип уларни қиривәтти. \v 45 Шу тәриқидә Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, уни елип, униңда туруватқан хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни ханивәйран қилип үстигә тузларни чечивәтти. \m \v 46 Шәкәм мунаридики адәмләрниң һәммиси буни аңлап, Берит дегән бутниң ибадәтханисидики қорғанға киривалди. \f □ \fr 9:46 \fr*\ft \+bd «Шәкәм мунаридики адәмләр... буни аңлап, Берит дегән бутниң ибадәтханисидики қорғанға киривалди»\+bd* — бу айәткә қариғанда «Шәкәм мунари» Шәкәм шәһиридин айрим турса керәк. Мүмкинчилиги барки, у «Бәйт-Милло» дегән җайға охшаштур (9:20-айәттә хатириләнгән ләнәтни көрүң).\ft*\f* \v 47 Шәкәм мунаридики адәмләр бир йәргә жиғиливапту, дегән хәвәр Абимәләккә йәтти. \v 48 Шуниң билән Абимәләк адәмлирини елип Залмон теғиға чиқти; у қолиға палтини елип дәрәқниң бир шехини кесип елип, өшнисигә қоюп, андин өзи билән болған хәлиққә: — Мениң немә қилғинимни көрдүңлар, әнди силәрму тездин шундақ қилиңлар, — деди. \m \v 49 Буни аңлап хәлиқниң һәр бири Абимәләктәк бирдин шахни кесип елип, униңға әгишип берип, шахларни қорғанниң йениға догилап, от қоюп қорған вә униңда болғанларни көйдүрүвәтти. Буниң билән Шәкәмниң мунаридики һәммә адәмләр, җәмий миңчә әр-аял өлди. \m \v 50 Андин Абимәләк Тәбәзгә берип, у йәрдә баргаһ қуруп Тәбәзкә қоршап, һуҗум қилип уни ишғал қилди. \v 51 Лекин шәһәрниң оттурисида мустәһкәм бир мунар бар еди; барлиқ әр-аял, җүмлидин шәһәрниң һәммә чоңлири у йәргә қечип берип, дәрвазини ичидин тақап, мунарниң үстигә чиқивалди. \v 52 Абимәләк мунарға һуҗум қилип, униңға от қоюшқа мунарниң дәрвазисиға йеқинлашқанда, \v 53 бир аял ярғунчақниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға етип униң баш сүңикини сундуривәтти. \x + \xo 9:53 \xo*\xt 2Сам. 11:21\xt*\x* \v 54 Андин Абимәләк дәрһал өз яриғини көтәргүчи жигитни чақирип униңға: — Қиличиңни суғуруп мени өлтүрүвәткин; болмиса, хәлиқ мениң тоғрамда: «Бир аял киши уни өлтүрүветипту» дейишиду, — деди. Буни аңлап жигит уни санҗип өлтүрүвәтти. \m \v 55 Андин Исраилниң адәмлири Абимәләкниң өлгинини көрүп, уларниң һәммиси өз җайлириға қайтип кетишти. \v 56 Шундақ қилип Худа Абимәләкниң өзиниң йәтмиш ака-укисини өлтүрүп, атисиға қилған рәзиллигини униң өз бешиға яндурди; \v 57 шуниңдәк Худа Шәкәмниң адәмлири қилған барлиқ яманлиқлириниму уларниң бешиға яндуруп чүшүрди. Буниң билән Йәруббаалниң оғли Йотам ейтқан ләнәт уларниң үстигә кәлди. \b \b \m \c 10 \s1 Тола вә Яирниң «һаким» болуши \m \v 1 Абимәләктин кейин Иссакар қәбилисидин болған Додониң нәвриси, Пуаһниң оғли Тола дегән киши Исраилни қутқузушқа турди; у Әфраимниң тағлиридики Шамир дегән җайда туратти; \v 2 у Исраилға жигирмә үч жил һаким болуп аләмдин өтти вә Шамирда дәпнә қилинди. \m \v 3 Униңдин кейин Гилеадлиқ Яир турди; у Исраилға жигирмә икки жил һаким болди. \v 4 Униң оттуз оғли болуп, улар оттуз тәхәйгә минип жүрәтти. Улар оттуз шәһәргә егидарчилиқ қилатти; бу шәһәрләр Гилеад жутида болуп, та бүгүнгичә «Яирниң кәнтлири» дәп аталмақта. \f □ \fr 10:4 \fr*\ft \+bd «Яирниң кәнтлири»\+bd* — яки «Һаввот-Яир».\ft*\f* \v 5 Яир вапат болуп, Камонда дәпнә қилинди. \b \m \s1 Исраилниң йәнә гунаға петиши \m \v 6 Лекин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Баал билән Ашәраһ бутлириға баш уруп, шундақла Сурийәниң илаһлири, Зидондикиләрниң илаһлири, Моабниң илаһлири, Аммонийларниң илаһлири вә Филистийләрниң илаһлириниң ибадитигә кирип, Пәрвәрдигарни ташлап, униңға ибадәттә болмиди. \f □ \fr 10:6 \fr*\ft \+bd «Сурийә»\+bd* — ибраний тилида «Арам».\ft*\f* \x + \xo 10:6 \xo*\xt Һак. 2:11; 3:7; 4:1; 6:1\xt*\x* \v 7 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғилип, уларни Филистийләрниң вә Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди. \f □ \fr 10:7 \fr*\ft \+bd «... Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди»\+bd* — ибраний тилида «...Аммонийларниң қолиға сетип бәрди».\ft*\f* \v 8 Булар болса шу жили Исраилларни қаттиқ бесип әзди; андин улар Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә Аморийларниң зиминидики Гилеадта олтиришлиқ барлиқ Исраил хәлқигә он сәккиз жилғичә зулум қилди. \f □ \fr 10:8 \fr*\ft \+bd «... Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә»\+bd* — ибраний тилида «... Иордан дәриясиниң у тәрипидә».\ft*\f* \v 9 Аммонийлар йәнә Иордан дәриясидин өтүп, Йәһуда, Бинямин вә Әфраим җәмәтигә қарши һуҗум қилди: шуниң билән пүткүл Исраил қаттиқ азапланди. \m \v 10 Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Биз саңа гуна қилдуқ, өз Худайимизни ташлап, Баал бутлириниң қуллуғиға кирип кәттуқ, деди. \m \v 11 Пәрвәрдигар Исраилларға: — Мән силәрни мисирлиқлардин, Аморийлардин, Аммонийлардин вә Филистийләрдин қутқузған әмәсмидим? \v 12 Зидонийлар, Амаләкләр вә Маонлар келип силәргә зулум қилғинида, Маңа пәряд қилғиниңларда силәрни уларниң қолидин қутқузған әмәсмидим? \v 13 Шундақтиму, силәр йәнә Мени ташлап, ят илаһларниң қуллуғиға кирдиңлар. Мән силәрни әнди қутқузмаймән! \x + \xo 10:13 \xo*\xt Қан. 32:15; Йәр. 2:13\xt*\x* \v 14 Әнди берип өзүңлар таллиған илаһларға пәряд қилиңлар, қийинчилиққа қалған чеғиңларда шулар силәрни қутқузсун, — деди. \m \v 15 Амма Исраиллар Пәрвәрдигарға ялвуруп: — Биз гуна қилдуқ! Әнди нәзириңгә немә яхши көрүнсә бизгә шундақ қилғин, бизни пәқәт мошу бир қетимла қутқузувалғайсән! — деди. \m \v 16 Шуниң билән Исраил ят илаһларни өз арисидин чиқирип ташлап, Пәрвәрдигарниң ибадитигә киришти; \add Пәрвәрдигар\add* Исраилниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрүп, көңли йерим болди. \b \m \s1 Ғерип адәмниң сәрдар болуши — Йәфтаһ \m \v 17 Шу вақитта Аммонийлар топлинип Гилеадта чедиргаһ тикти; Исраилларму жиғилип келип Мизпаһға чүшүп чедиргаһ тикти. \v 18 Гилеадтики хәлиқниң чоңлири өз ара: — Ким Аммонийлар билән соқушушқа башламчи болса, у барлиқ Гилеадттикиләргә баш болиду, деди.\x + \xo 10:18 \xo*\xt Һак. 11:6, 9, 10, 11\xt*\x* \b \b \m \c 11 \m \v 1 Шу чағда Гилеадлиқ Йәфтаһ дегән киши батур палван еди. У бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди. \f □ \fr 11:1 \fr*\ft \+bd « \+bd*\+bdit Йәфтаһ\+bdit* бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди» — Йәфтаһниң атиси Гилеад Манассәһниң нәвриси Гилеад әмәс, әлвәттә («Чөл.» 26:29). Лекин у Гилеадтикиләр арисида уларниң чоңлириниң бири болса керәк. \ft*\fp «Гилеад» (мәниси «ташлиқ район») дегән җай хелә бурунла шу нам билән тонулған (мәсилән «Яр.» 31:21). Манассәһниң нәвриси Гилеадқа шу йәрниң намини исим қилип қойған охшайду; кейин униң әҗдатлири дәрвәқә шу районда олтирақлашти.\fp*\f* \x + \xo 11:1 \xo*\xt Ибр. 11:32\xt*\x* \v 2 Лекин Гилеадниң өз аяли униңға бир нәччә оғул бала туғуп бәргән еди; бу аялдин туғулған оғуллири чоң болғанда Йәфтаһни өйдин қоғлап: — Сән башқа хотундин болған оғул болғачқа, атимизниң өйидин мирасқа егә болмайсән, — деди. \m \v 3 Шуниң билән Йәфтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб дегән зиминда туруп қалди. Шу йәрдә бир мунчә бекар тәләпләр Йәфтаһниң әтрапиға бир-бирләп жиғилди. Улар униң билән кирип-чиқип жүрәтти.\f □ \fr 11:3 \fr*\ft \+bd «... чиқип-кирип жүрәтти»\+bd* — ибраний тилида бу ибарә бәлким булаңчилиқ қилишқа чиқишни көрситиши мүмкин.\ft*\f* \m \v 4 Амма бир нәччә вақит өткәндә Аммонийлар Исраил билән соқушқа чиқти. \v 5 Аммонийлар Исраилға һуҗум қилғанда Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһни Тоб зиминидин елип кәлмәкчи болуп униң йениға барди. \v 6 Улар берип Йәфтаһқа илтиҗа қилип: — Бизниң Аммонийлар билән уруш қилишимиз үчүн сән келип бизгә сәрдар болуп бәргин, — деди. \m \v 7 Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллириға җававән: — Силәр мени өч көрүп атамниң җәмәтидин һайдивәткән едиңларғу, әнди бешиңларға балаю-апәт чүшкәндә қандақсигә мениң қешимға келип қалдиңлар, — деди. \m \v 8 Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа: — Дурус, лекин сени биз билән биллә берип Аммонийларға қарши җәң қилип, Гилеадта һәммә олтириватқанларға баш болсун дәп, қешиңға кәлдуқ, — деди. \m \v 9 Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллиридин: — Әгәр силәр мени Аммонийлар билән соқушушқа яндуруп барғиниңларда, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға тапшурса, мән силәргә баш боламдимән? — дәп сориди. \m \v 10 Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа җавап берип: —Ейтқиниңдәк қилмисақ, Пәрвәрдигар Өзи аримизда гува болуп һөкүм чиқарсун! — деди. \m \v 11 Буни аңлап Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллири билән барди; хәлиқ уни өзлиригә һәм баш һәм сәрдар қилип тиклиди. Йәфтаһ Мизпаһға барғанда һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди.\f □ \fr 11:11 \fr*\ft \+bd «...һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәммә ишларни Пәрвәрдигарниң алдида жүргүзәтти».\ft*\f* \b \m \s1 Йәфтаһниң тарихтин дәрс бериши \m \v 12 Андин Йәфтаһ Аммонийларниң падишасиға әлчиләрни әвәтип, униңдин: — Мениң зиминимға бесип кирип, мән билән соқушушқа мәндә немә һәққиң бар еди? — дәп сориди. \m \v 13 Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчилиригә җавап берип: — Чүнки Исраиллар Мисирдин чиқип кәлгәндә улар Арнон дәриясидин тартип \add шималдики\add* Яббок еқиниғичә вә \add ғәриптә\add* Иордан дәриясиғичә мениң зиминимни булап егиливалған еди. Әнди сән бу йәрләрни течлиқ билән маңа яндуруп бәр! — деди. \m \v 14 Йәфтаһ әлчиләрни Аммонийларниң падишасиниң қешиға йәнә әвәтип \v 15 униңға: — Йәфтаһ сөз қилип мундақ дәйду: «Исраил нә Моабниң зиминини нә Аммонниң зиминини егилимиди, \x + \xo 11:15 \xo*\xt Чөл. 21:13; Қан. 2:9, 19\xt*\x* \v 16 бәлки улар Мисирдин чиқип кәлгәндә чөл-баяванда меңип Қизил деңиздин өтүп, андин Қадәш дегән җайға йетип кәлгән еди; \v 17 шу чағда Исраиллиқлар Едом падишасиниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Зиминлиридин кесип өтүвелишқа иҗазәт бәргәйла» дәп соривиди, Едом падишаси унимиған еди. Шуниң билән улар Моаб падишасиниң қешиға \add илтиҗа билән\add* әлчиләрни әвәтсә, уму қошулмиған еди. Шу сәвәптин Исраиллар Қадәштә туруп қалған; \x + \xo 11:17 \xo*\xt Чөл. 20:17\xt*\x* \v 18 андин улар чөл-баяван билән меңип Едом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәриқ тәрипидин келип, ахирида Арнон дәриясиниң шу қетида чедир тикти. Улар Моабниң чегариси ичигә кирмиди; чүнки Арнон дәрияси Моабниң чегарасидур. \v 19 Андин Исраил Аморийларниң падишаси Сиһонға, йәни Һәшбонниң падишасиниң қешиға әлчиләрни әвәтип: «Бизниң зиминлириниң ичидин өтүп өз җайимизға беривелишимизға иҗазәт бәргәйла» — деди.\x + \xo 11:19 \xo*\xt Чөл. 21:22; Қан. 2:26\xt*\x* \m \v 20 Лекин Сиһон Исраилға ишәш қилалмай, жутидин өткили қоймиди; у бәлки хәлиқлириниң һәммисини жиғип, Җаһзаһ дегән җайға чүшүп чедиргаһ тикип, Исраил билән урушти. \v 21 Амма Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Сиһонни барлиқ хәлқи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшурди, Исраиллар уларни уруп қирди. Андин Исраил шу йәрдә олтиришлиқ Аморийларниң һәммә зиминини егилиди. \v 22 Арнон дәриясидин тартип Яббок еқиниғичә, чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә Аморийларниң пүткүл зиминини егилиди. \x + \xo 11:22 \xo*\xt Қан. 2:36\xt*\x* \v 23 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Аморийларни Өз хәлқи болған Исраилниң алдидин қоғлап чиқарди, әнди сән шу жутқа егә болмақчимусән? \v 24 Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу? Шуниңға охшаш Пәрвәрдигар Худайимиз алдимиздин һайдап чиқиривәткән хәлиқниң йеригә болса, бизму шуниңға егә болимиз.\f □ \fr 11:24 \fr*\ft \+bd «Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу?»\+bd* — Йәфтаһниң «илаһиң Қемош» дегини һәргизму Қемошни һәқиқәтән «бир худа» дәп етирап қилғини әмәс, әлвәттә. У пәқәт ишларни Аммонийларниң падишасиниң көзқариши бойичә баян қилиду, халас. 27-айәтни көрүң.\ft*\f* \m \v 25 Әнди сән дәрвәқә Моабниң падишаси болған Зиппорниң оғли Балақтинму күчлүкму? У қачан Исраил билән тиркәшкән яки Исраил билән җәң қилишқа җүръәт қилған? \x + \xo 11:25 \xo*\xt Чөл. 22:2\xt*\x* \v 26 Йәнә келип, Исраил Һәшбон вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда, Ароәр вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда, немишкә силәр шу йәрләрни қайтурувалмидиңлар?\f □ \fr 11:26 \fr*\ft \+bd «Исраил Һәшбон ... һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда»\+bd* — бу «300 жил»ниң қандақ һесапланғанлиғини «қошумчә сөз»имиздин көрүң.\ft*\f* \m \v 27 Шуңа мән саңа гуна қилмидим, бәлки маңа таҗавуз қилип, яманлиқ қилғучи сән өзүңдурсән. Бирдин-бир адаләт чиқарғучи Пәрвәрдигар Өзи бүгүн Исраиллар билән Аммонийларниң оттурисида һөкүм чиқарсун!» — деди. \m \v 28 Лекин Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчи әвәтип ейтқан сөзлирини тиңшимиди. \b \m \s1 Йәфтаһниң қәсәм қилиши \m \v 29 Шу вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Йәфтаһниң үстигә чүшүп, у \add қувәтлинип\add* Гилеад билән Манассәһләрниң жутидин өтүп Гилеадтики Мизпаһқа берип, андин Гилеадтики Мизпаһдин Аммонийлар тәрәпкә маңди. \v 30 Шу чағда Йәфтаһ Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: — Әгәр Сән дәрвәқә Аммонийларни қолумға тутуп бәрсәң, \v 31 ундақта мән Аммонийларниң қешидин теч-аман йенип кәлгинимдә, өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини Пәрвәрдигарға аталған болиду, мән уни көйдүрмә қурбанлиқ қилимән, — деди.\f □ \fr 11:31 \fr*\ft \+bd «.... өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини...»\+bd* — Йәфтаһниң мошу йәрдә көздә тутқини әслидә инсан әмәс, бәлки бирәр чарпай болса керәк.\ft*\f* \m \v 32 Шуниң билән Йәфтаһ чиқип Аммонийлар билән соқушқили улар тәрәпкә өтти; Пәрвәрдигар уларни униң қолиға тапшурди. \v 33 Шуниң билән у Ароәрдин тартип Миннитқичә уларни қаттиқ уруп қирип, жигирмә шәһәрни елип, Абәл-Қерамимғичиму йетип барди. Буниң билән Аммонийлар Исраилға бойсундурулди. \m \v 34 Андин Йәфтаһ Мизпаһқа қайтип өйигә кәлгәндә өз қизи дап челип уссул ойнап униң алдиға көрүшкили чиқти. Бу униң ялғуз қизи болуп, униңдин башқа һеч оғул-қизи йоқ еди. \v 35 У уни көргәндә өз егинлирини житип: — Аһ, аһ, мениң қизим! Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң; чүнки мән Пәрвәрдигарға ағзимни ечип, ейтқан гепимдин йенивалалмаймән, — деди.\f □ \fr 11:35 \fr*\ft \+bd «Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң»\+bd* — ибраний тилида: «Сән мени бәк пәскә чүшүрдуң, мени паракәндә қилғучиларниң бири болуп чиқтиң».\ft*\f* \m \v 36 Қизи униңға: — Әй ата, Пәрвәрдигарға ағзиңни ечип вәдә қилған болсаң, ағзиңдин чиққини бойичә, маңа шуни қилғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң дүшмәнлириң болған Аммонийлардин интиқамиңни елип бәрди, — деди. \m \v 37 Андин у атисиға йәнә: — Мениң шу илтимасимни қобул көргинки, маңа икки айлиқ мөһләт бәрсәң; мән қиз достлирим билән берип тағларда жүрүп, қизлиғим үчүн матәм тутувалай, — деди.\f □ \fr 11:37 \fr*\ft \+bd «...қизлиғим үчүн матәм тутувалай»\+bd* — демәк, өй-очақсиз, пәрзәнтсиз болуп бу дуниядин кетидиғини үчүн.\ft*\f* \m \v 38 Атиси җавап берип: — Барғин, деди. Униңға икки айлиқ мөһләт берип далаға әвәтти. У берип, қиз достлирини елип тағларға чиқип, икки айғичә өзиниң қиз пети қалғиниға аһ-зар көтирип жиғлап жүрди. \v 39 Шундақ болдики, у икки айдин кейин атисиниң қешиға йенип кәлгәндә, атиси униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди. Бу қиз болса һеч әр кишигә йеқинлашмиған еди. Шуниң билән Исраилда шундақ бир өрп-адәт пәйда болдики, \f □ \fr 11:39 \fr*\ft \+bd «...атиси \+bd*\+bdit Йәфтаһ\+bdit* униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди» — Йәфтаһ өз қизини қурбанлиқ қилдиму? Яки бу сөзләрниң башқа мәнаси барму? «Қошумчә сөз»имиздә алимларниң пикирлири тоғрилиқ азрақ мулаһизә жүргүзимиз.\ft*\f* \v 40 һәр жили Исраилниң қизлири өйдин чиқип Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди.\f □ \fr 11:40 \fr*\ft \+bd «...Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди»\+bd* — яки «... Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп матәм тутидиған болди».\ft*\f* \b \b \m \c 12 \s1 Исраилда һәсәтхорлуқ түпәйлидин җедәл пәйда болуши \m \v 1 Лекин Әфраимийлар болса топлишип Зафон тәрәпкә өтүп Йәфтаһқа соал қоюп: — Сән Аммонийлар билән җәң қилғили барғиниңда немишкә бизни биллә беришқа чақирмайсән? Әнди биз өйүңни өзүң билән қошуп отта көйдүрүветимиз, — деди.\f □ \fr 12:1 \fr*\ft \+bd «...Зафон тәрәпкә өтүп...»\+bd* — яки «шимал тәрәпкә өтүп...».\ft*\f* \x + \xo 12:1 \xo*\xt Һак. 8:1\xt*\x* \m \v 2 Йәфтаһ уларға җавап берип: — Мән билән хәлқим Аммонийларға қарши қаттиқ җәң қиливатқанда, силәрни чақирсам, мени уларниң қолидин қутқузмидиңлар. \v 3 Силәрниң келип мени қутқузмайдиғанлиғиңларни көрүп, җенимни алқинимға елип қоюп, Аммонийларға һуҗум қилишқа атландим, Пәрвәрдигар уларни қолумға тапшурди. Әнди силәр немишкә бүгүн келип маңа һуҗум қилмақчисиләр? — деди.\f □ \fr 12:3 \fr*\ft \+bd «...һуҗум қилишқа атландим»\+bd* — ибрабий тилида «...һуҗум қилишқа өттүм». Мәлум бир дәрия-өстәңдин өткән болса керәк.\ft*\f* \m \v 4 Лекин Әфраимлар Гилеадларни \add һақарәтләп\add*: — Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас! — деди. Шуниң билән Йәфтаһ барлиқ Гилеадтикиләрни жиғип Әфраим билән соқушти. Улар Әфраимларни уруп қирип мәғлуп қилди. \f □ \fr 12:4 \fr*\ft \+bd «Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас!»\+bd* — Гилеадлар әслидә Манассәһ қәбилисидин келип чиққан еди.\ft*\f* \v 5 Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди. Шундақ болдики, Әфраимлиқ бирәр қачқон кечиккә келип: — Мени өткили қойғин, десә Гилеадтикиләр униңдин: — Сән Әфраимийму? — дәп сорайтти. У киши «яқ» десә, \f □ \fr 12:5 \fr*\ft \+bd «Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди»\+bd* — яки «Андин Гилеадтикиләр Әфраимниң удулидики Иордан дәриясиниң кечиклирини тосувалди».\ft*\f* \v 6 улар униңға: — «Шиболәт» дегин! — дәйтти. Әгәр у киши натоғра тәләппуз қилип «сиболәт» дәп җавап берип қалса, улар уни тутуп Иордан дәриясиниң кечигиниң йенида өлтүрүветәтти. Шу тәриқидә шу вақитта қириқ икки миңчә Әфраимий өлтүрүлди.\f □ \fr 12:6 \fr*\ft \+bd «Шиболәт»\+bd* —Бу сөзниң мәнаси «еқин» яки «кәлкүн» болуп, мошу вақитларда пәқәт кечиккә йәткән адәмләрниң тәләппузини синаш үчүн ишлитилгән, халас. Рошәнки, Әфраимийлар адәттә «ш»ниң тәләппузини чиқаралмайтти. \+bd «Сиболәт»\+bd* — буниң мәнаси «буғдай башиқи».\ft*\f* \m \v 7 Йәфтаһ алтә жил Исраилға һаким болди. Андин Гилеадлиқ Йәфтаһ аләмдин өтүп, Гилеад шәһәрлириниң биридә дәпнә қилинди. \b \m \s1 Ибзанниң һаким болуши \m \v 8 Униңдин кейин Бәйт-Ләһәмлик Ибзан Исраилға һаким болди. \v 9 Униң оттуз оғли, оттуз қизи болуп, оттуз қизини сиртқа әргә берип, сирттин оттуз қизни оғуллириға елип бәрди. У йәттә жилғичә Исраилға һаким болди. \f □ \fr 12:9 \fr*\ft \+bd « \+bd*\+bdit Ибзанниң\+bdit* оттуз оғли, оттуз қизи болуп...» — рошәнки, Ибзан Йәфтаһқа охшимайтти, у көп аяллиқ болған еди.\ft*\f* \v 10 Андин Ибзан өлүп, Бәйт-Ләһәмдә дәпнә қилинди. \b \m \s1 Елон вә Абдонниң һаким болуши \m \v 11 Униңдин кейин Зәбулун қәбилисидин болған Елон Исраилға һаким болуп, он жил Исраилда һөкүм сүрди. \v 12 Андин Зәбулун қәбилисидин болған Елон өлүп, Зәбулун зиминидики Айҗалон дегән җайда дәпнә қилинди. \m \v 13 Униңдин кейин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон Исраилға һаким болди. \v 14 Униң қириқ оғли вә оттуз нәвриси бар еди. Улар йәтмиш ешәккә минип маңатти. У Исраилға сәккиз жил һаким болди. \x + \xo 12:14 \xo*\xt Һак. 10:4\xt*\x* \v 15 Андин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон өлүп, Әфраим зиминида, Амаләкләрниң тағлиқ районидики Пиратон дегән җайда дәпнә қилинди. \b \b \m \c 13 \s1 Шимшонниң туғулуши \m \v 1 Лекин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни қириқ жилғичә Филистийләрниң қолиға ташлап қойди.\x + \xo 13:1 \xo*\xt Һак. 2:11; 3:7; 4:1; 6:1; 10:6\xt*\x* \b \m \v 2 Шу чағда Зореаһ дегән җайда, Дан җәмәтидин болған, Маноаһ исимлиқ бир киши бар еди. Униң аяли туғмас болуп, һеч балиси йоқ еди. \v 3 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бу аялға аян болуп униңға: — Мана, сән туғмас болғиниң үчүн бала туғмидиң; лекин әнди сән һамилдар болуп бир оғул туғисән. \v 4 Амма сән сәгәк болуп, шарап яки күчлүк һарақ ичмә, һеч напак нәрсиниму йемигин. \x + \xo 13:4 \xo*\xt Чөл. 6:2, 3\xt*\x* \v 5 Чүнки мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән. Бу бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип Худаға аталған «назарий» болидиғини үчүн, униң бешиға һәргиз устира селинмисун. У Исраилни Филистийләрниң қолидин қутқузуш ишини башлайду, — деди.\f □ \fr 13:5 \fr*\ft \+bd «Назарий»\+bd* — Худаниң йолиға алаһидә аталған бир киши. Улар тоғрилиқ «Чөл.» 6-бап вә изаһатларни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:5 \xo*\xt Чөл. 6:5; 1Сам. 1:11\xt*\x* \b \m \v 6 Аял ериниң қешиға берип, униңға: — Мана, Худаниң бир адими йенимға кәлди; униң турқи Худаниң Пәриштисидәк, интайин дәһшәтлик екән; лекин мән униңдин: «Нәдин кәлдиң» дәп соримидим, уму өз нам-шәривини маңа дәп бәрмиди. \f □ \fr 13:6 \fr*\ft \+bd «Худаниң Пәриштисидәк»\+bd* — аял көргән мошу Пәриштиниң «Худаниң пәриштиси» яки «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» (демәк, Мәсиһ) дегән затниң өзи («Тәбирләр»имизни вә кейинки 16-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 7 У маңа: — «Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән; у бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип өлидиған күнигичә Худаға аталған бир назарий болидиған болғачқа, әнди сән шарап яки күчлүк һарақ ичмә вә һеч напак нәрсиниму йемигин» деди, — деди. \m \v 8 Буни аңлап Маноаһ Пәрвәрдигарға дуа қилип: — Аһ Рәббим, Сән бу йәргә әвәткән Худаниң адими бизгә йәнә келип, туғулидиған балиға немә қилишимиз керәклигини үгитип қойсун, дәп илтиҗа қилди. \m \v 9 Худа Маноаһниң дуасини аңлиди; аял етизлиқта олтуғинида, Худаниң Пәриштиси йәнә униң қешиға кәлди. Амма униң ери Маноаһ униң қешида йоқ еди. \v 10 Андин аял дәрһал жүгүрүп берип, еригә хәвәр берип: — Мана, һелиқи күни йенимға кәлгән адәм маңа йәнә көрүнди, девиди, \v 11 Маноаһ дәрһал қопуп аялиниң кәйнидин меңип, у адәмниң қешиға келип: — Бу аялға келип сөз қилған адәм сәнму? — дәп соривиди, у җававән: — Шундақ, мәндурмән, деди. \m \v 12 Маноаһ униңға: — Ейтқан сөзлириң беҗа кәлтүрүлгәндә, бала қайси тәриқидә чоң қилиниши керәк, у немә ишларни қилиду? — дәп сориди. \m \v 13 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Мән бу аялға ейтқан нәрсиләрниң һәммисидин у һези болуп өзини тартсун; \v 14 у үзүм телидин чиққан һеч қандақ нәрсидин йемисун, шарап яки күчлүк һарақ ичмисун, һеч напак нәрсиләрдин йемисун; мән униңға барлиқ әмир қилғинимни тутсун, деди. \m \v 15 Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә: — Илтипат қилип, кәтмәй турсила, өзлиригә бир оғлақ тәйярлайли, девиди, \v 16 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Сән Мени тутуп қалсаңму, Мән нениңдин йемәймән; әгәр сән бирәр көйдүрмә қурбанлиқ сунмақчи болсаң, уни Пәрвәрдигарға атап сунушуң керәк, деди (униң шундақ дейишиниң сәвәви, Маноаһ униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билмигән еди). \m \v 17 Андин Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисидин: — Өзлириниң нам-шәриви немиду? Ейтип бәргән болсила, сөзлири әмәлгә ашурулғинида, силигә һөрмитимизни билдүрәттуқ, — деди. \m \v 18 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға җававән: — Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур, — деди.\f □ \fr 13:18 \fr*\ft \+bd «Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур»\+bd* — Маноаһ өз дуасиға җававән кәлгән Пәрвәрдигарниң Пәриштисини инсан дәп ойлайду. «Карамәт тилсимат» дегән мошу сүпәт ибраний тилида («пәлә») пәқәт Худаниң Өзини яки униң қилған ишлирини сүпәтләш үчүн ишлитилиду.\ft*\f* \m \v 19 Шуниң билән Маноаһ оғлақ билән ашлиқ һәдийәсини елип берип уни қорам ташниң үстидә Пәрвәрдигарға атап сунди. Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларниң көз алдида әҗайип карамәт бир ишни қилип көрсәтти; Маноаһ вә аяли қарап турди. \v 20 Шундақ болдики, от ялқуни қурбангаһтин асманға көтирилгәндә, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму қурбангаһтин чиққан от ялқуни ичидә жуқуриға чиқип кәтти. Маноаһ билән аяли буни көрүп, өзлирини йәргә ташлап йүзлирини йәргә йеқип дүм ятти. \m \v 21 Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа вә униң аялиға қайта көрүнмиди. Маноаһ шу вақитта униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билди. \v 22 Андин Маноаһ аялиға: — Мана, биз чоқум өлимиз, чүнки биз Худани көрдуқ! — деди.\x + \xo 13:22 \xo*\xt Мис. 33:20; Қан. 5:26; Һак. 6:22, 23\xt*\x* \m \v 23 Лекин аяли униңға җавап берип: — Әгәр Пәрвәрдигар бизни өлтүрүшкә лайиқ көргән болса, ундақта у көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қолимиздин қобул қилмиған болатти, бу ишниму көрсәтмигән болатти вә шундақла бундақ сөзләрни бизгә ейтмиған болатти, — деди. \m \v 24 Шу иштин кейин аял бир оғул туғди, униң исмини Шимшон қойди. Бу бала өсүп, чоң болди вә Пәрвәрдигар уни бәрикәтлиди.\f □ \fr 13:24 \fr*\ft \+bd «Шимшон»\+bd* — «қуяштәк (күчлүк)» яки «рошән, парлиқ адәм».\ft*\f* \x + \xo 13:24 \xo*\xt Ибр. 11:32\xt*\x* \m \v 25 Зореаһ билән Әштаолниң оттурисидики Маһанәһ-Данда Пәрвәрдигарниң Роһи униңға өз тәсирини көрситишкә башлиди.\f □ \fr 13:25 \fr*\ft \+bd «Маһанәһ-Дан»\+bd* — яки «Данниң баргаһи».\ft*\f* \b \b \m \c 14 \s1 Шимшонниң Филистий бир қизни әмригә алмақчи болуши \m \v 1 Бир вақитта, Шимшон Тимнаһқа чүшүп, у йәрдә бир қизни көрди; у Филистий қизлиридин бири еди. \f □ \fr 14:1 \fr*\ft \+bd «Тимнаһ»\+bd* — яки «Тимнатаһ».\ft*\f* \v 2 У шу йәрдин чиқип ата-анисиниң йениға қайтип: — Мән Тимнаһда Филистий қизлиридин бирини көрдүм, уни маңа хотунлуққа елип бериңлар, — деди. \m \v 3 Бирақ ата-аниси униңға: — Қериндашлириңниң қизлириниң ичидә яки бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин саңа бир қиз чиқмасму? Немишкә хәтнисиз болған Филистийләрниң қешиға берип, улардин хотун алмақчи болисән? — деди; амма Шимшон атисиға: — Уни маңа елип бәргин, чүнки у маңа бәк яқти, — деди.\f □ \fr 14:3 \fr*\ft \+bd «бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин...»\+bd* — ибраний тилида «мениң пүткүл қовмим арисидин...».\ft*\f* \m \v 4 Униң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болғинини билмиди. Чүнки Филистийләр шу чағда Исраил үстидин һөкүм сүрүп турған болғачқа, У Филистийләргә тақабил турушқа пурсәт яратмақчи еди.\f □ \fr 14:4 \fr*\ft \+bd «...яратмақчи еди»\+bd* — ибраний тилидики мошу сөз адәттә «издимәкчи еди» дегәнни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, Худаниң Роһи Шимшонни тезрәк Филистийләргә һуҗум қилишқа қозғиғини билән, лекин у Худаниң Роһиниң шу түрткисигә техичә етивар қилмайвататти.\ft*\f* \m \v 5 Әнди Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа чүшти; улар Тимнаһдики үзүмзарлиқларға йетип кәлгәндә, мана бир яш шир һөкиригән пети униңға етилди. \v 6 Шуан Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у қолида һеч немә болмиған һаләттә ширни тутуп, уни оғлақни житқандәк житип титма-титма қиливәтти. Лекин у бу ишни ата-анисиға демиди. \f □ \fr 14:6 \fr*\ft \+bd «Лекин \+bd*\+bdit Шимшон\+bdit* бу ишни ата-анисиға демиди» — Шимшон «назарий» болғачқа, һеч қандақ үзүмдин болған нәрсини йемәслиги керәк еди. Шуңа Шимшон үзүмзарлиқ билән маңмай, ата-анисидин айрилип маңған болса керәк. Лекин ата-аниси «назарий» болмиғачқа үзүмзарлиқтин удул өтсә болатти. Шу сәвәптин Шимшонниң ата-аниси униң ширни өлтүргинини билмиди.\ft*\f* \v 7 Андин у \add Тимнаһқа\add* чүшүп, у қиз билән параңлашти, у қиз Шимшонға бәк ярап кәтти. \m \v 8 Бирмәзгилдин кейин у қизни елип келиш үчүн қайта барғанда, ширниң өлүгини көрүп бақай дәп йолдин бурулуп қаривиди, мана ширниң искилитиниң ичидә бир топ һәсәл һәрилири билән һәсәл туратти. \v 9 У һәсәлдин очумиға елип йәп маңди; ата-анисиниң йениға кәлгәндә, уларғиму бәрди, уларму йеди, лекин өзиниң һәсәлни ширниң искилитиниң ичидин елип кәлгинини уларға демиди. \v 10 Униң атиси \add униңға һәмраһ болуп\add* чүшүп қизниң өйигә кәлди, у йәрдә Шимшон бир зияпәт бәрди, чүнки бурундинла той қилидиған жигитләр шундақ қилидиған рәсм-қаидә бар еди. \v 11 Улар Шимшонни көрүп, униңға һәмраһ болушқа оттуз жигитни тепип кәлди; улар униңға һәмраһ болди. \f □ \fr 14:11 \fr*\ft \+bd «...оттуз жигитни тепип кәлди»\+bd* — шимшунниң тойида униңға һәмраһ болушқа чақирған болса керәк.\ft*\f* \v 12 Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай, әгәр силәр зиярәт қилинидиған йәттә күн ичидә униң мәнасини маңа дәп берәлисәңлар, мән силәргә оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин беримән; \v 13 әгәр уни йешип берәлмисәңлар, силәр маңа оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин бериңлар, — деди. Улар униңға: — Мақул, ундақ болса тепишмиқиңни ейтқин, қени аңлайли, — деди. \m \v 14 У уларға: — Йейилидиғини йегүчиниң ичидин чиқти; татлиқ күчтүңгүрниң ичидин чиқти, \add бу немә\add*? — деди. Улар үч күнгичә бу тепишмақни тапалмиди. \v 15 Йәттинчи күни шундақ болдики, улар Шимшонниң аялиниң қешиға берип: — Сән ериңни алдап-сийлап, тепишмақниң мәнасини бизгә ейтип беришкә мақул қилғин; болмиса сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Силәр бизни йоқсул қилишқа бу йәргә чақирғанму?! — деди.\f □ \fr 14:15 \fr*\ft \+bd «йәттинчи күни...»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «төртинчи күни...» дейилиду.\ft*\f* \m \v 16 Шимшонниң аяли униң алдида жиғлап туруп: — Сән маңа өч, мени пәқәт сөймәйсән; сән мениң қовмимниң балилиридин бир тепишмақни соридиң, амма маңа мәнасини ейтип бәрмидиң, дәп жиғлиғили турди. Шимшон униңға җававән: — Мана, мән уни ата-анамғиму дәп бәрмигән турсам, саңа дәп берәмдим? — деди. \m \v 17 Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди. Шундақ болдики, йәттинчи күни болғанда аяли уни қистап турувалғачқа, униңға тепишмақниң мәнасини ейтип бәрди. Андин аял берип өз хәлқиниң адәмлиригә тепишмақниң мәнасини дәп бәрди. \f □ \fr 14:17 \fr*\ft \+bd «Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди»\+bd* — яки «Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнлүк зияпәтниң қалған вақтида у униңға (Шимшонға) ешиливелип жиғлапла турди».\ft*\f* \v 18 Шуниң билән йәттинчи күни күн патмаста, шәһәрниң адәмлири униңға җавап берип: — Һәсәлдинму татлиғи барму? Ширдинму күчтүңгүри барму? — деди. \m У уларға җавап берип: — Әгәр силәр мениң иниким билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмиқимни һәргиз тапалмайттиңлар! — деди. \m \v 19 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшти; у Ашкелонға чүшүп, Ашкелондикиләрдин оттуз кишини өлтүрүп, улардин олҗа елип, олҗидин егинләрни елип келип, тепишмақниң мәнасини йешип бәргәнләргә бәрди. Шуниңдәк Шимшонниң ғәзиви келип, ата-анисиниң өйигә йенип кәтти.\f □ \fr 14:19 \fr*\ft \+bd «Ашкелон»\+bd* — Филистийләрниң чоң бир шәһири.\ft*\f* \m \v 20 Андин Шимшонниң аяли Шимшонниң һәмраһлиридин қолдаш болған жигиткә тәвә қилинди.\f □ \fr 14:20 \fr*\ft \+bd «қолдаш болған жигиткә...»\+bd* — яки «өзигә ағинә қилған жигиткә».\ft*\f* \b \b \m \c 15 \s1 Шимшонниң Филистийләр билән қаршилишишқа башлиши \m \v 1 Амма бир нәччә вақит өтүп буғдай оруш мәзгили кәлгәндә шундақ болдики, Шимшон бир оғлақни елип өз аялиниң өйигә берип: «Мән хотунумниң қешиға униң һуҗрисиға киримән» деди. Лекин аялиниң атиси уни ичкиригә киришигә йол қоймиди. \v 2 Қейинатиси униңға: — Мән һәқиқәтән сизни униңға мутләқ өч болуп кәтти, дәп ойлидим; шуңа мән уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим. Һалбуки, униң кичик сиңлиси униңдин техиму чирайлиққу? Униң орниға шуни алған болсиңиз! — деди.\f □ \fr 15:2 \fr*\ft \+bd «...уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим»\+bd* — яки «уни синиң ағинәңгә беривәткән едим».\ft*\f* \m \v 3 Амма Шимшон уларға: — Әнди мән бу қетим Филистийләргә зиян йәткүзсәм, маңа гуна болмайду! — деди. \m \v 4 Шуни дәп Шимшон берип үч йүз чилбөрини тутуп келип, отқашларни тәйярлап, чилбөриләрни җүпләп қуйруқлирини бир-биригә четип, икки қуйриқиниң оттурисиға бирдин отқашни асти; \f □ \fr 15:4 \fr*\ft \+bd «үч йүз чилбөрә»\+bd* — бәзи тәрҗимиләрдә «үч йүз түлкә» дейилиду. Лекин чилбөриләр топ болуп жүргәчкә, азрақ гөшни йәмчүк қилиш билән уларни тутивелиш түлкиләрни тутувелиштин көп асан болиду.\ft*\f* \v 5 отқашларға от йеқип чилбөриләрни елип берип, Филистийләрниң етиздики ормиған зираәтлиригә қоюп бәрди. Шуниң билән у дога-дога өнчиләрни, орулмиған зираәтләрни, шундақла зәйтун бағлириниму көйдүрүвәтти. \f □ \fr 15:5 \fr*\ft \+bd «етиздики ормиған зираәтлири»\+bd* — ибраний тилида «етиздики өрә турған зираәтлири» — демәк, пишай дәп қалған зираәтләр.\ft*\f* \v 6 Филистийләр буни көрүп: Буни ким қилди, — дәп сориса, хәлиқ җавап берип: — Тимнаһлиқ адәмниң күйоғли Шимшон қилди; қейинатиси униң аялини униң қолдишиға беривәткини үчүн шундақ қилди, — деди. Шуниң билән Филистийләр чиқип, у аял билән атисини отта көйдүрүвәтти. \m \v 7 Шимшон уларға: — Силәр шундақ қилғиниңлар үчүн, мән силәрдин интиқам алмай болди қилмаймән, — деди. \m \v 8 Шуниң билән Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти; андин у берип Етам қорам тешиниң өңкиридә турди.\f □ \fr 15:8 \fr*\ft \+bd «Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти»\+bd* — ибраний тилида «Шимшон уларни янпаш вә пачақлириға уруп, уларни өлтүрүвәтти».\ft*\f* \m \v 9 У вақитта Филистийләр чиқип, Йәһуда жутида чедир тикип, Леһи дегән җайда йейилди. \f □ \fr 15:9 \fr*\ft \+bd «Леһи дегән җайда йейилди»\+bd* — яки «Леһи дегән җайда җәңгә сәп түзди».\ft*\f* \v 10 Йәһудалар болса: — Немишкә бизгә һуҗум қилмақчи болисиләр? — девиди, улар җавап берип: — Биз Шимшонни тутуп бағлап, у бизгә қандақ қилған болса, бизму униңға шундақ қилимиз, дәп чиқтуқ, — деди. \m \v 11 Шуниң билән Йәһуда жутидики үч миң киши Етам қорам тешиниң өңкиригә чүшүп, Шимшонға: — Сән Филистийләрниң үстимиздин һөкүм сүрүватқинини билмәмсән? Шуни билип туруп, сән немишкә бизгә шундақ қилдиң? — деди. У уларға: — Улар маңа қилғандәк, мәнму уларға қилдим, дәп җавап бәрди. \m \v 12 Улар униңға: — Биз сени бағлап Филистийләрниң қолиға тапшуруп бериш үчүн кәлдуқ, девиди, Шимшон уларға: — «Биз өзимиз саңа һуҗум қилип өлтүрмәймиз», дәп маңа қәсәм қилиңлар, деди. \m \v 13 Улар униңға: — Сени өлтүрмәймиз; пәқәт сени чиң бағлап, уларниң қолиға тапшуруп беримиз; һәргиз өлүмгә мәһкүм қилмаймиз, дәп җавап бәрди. Шуни дәп улар икки йеңи арғамча билән уни бағлап, қорам ташниң үстидин елип маңди. \v 14 У Леһигә кәлгәндә, Филистийләр вақирашқиничә униң алдиға жүгүрүшүп кәлди. Амма Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, қоллирини бағлиған арғамчилар от туташқан кәндир жиптәк үзүлүп, түгүчләр қоллиридин йешилип кәтти. \v 15 Андин у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп, қолини узитипла елип, униң билән миң адәмни уруп өлтүрди.\f □ \fr 15:15 \fr*\ft \+bd «у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп...»\+bd* — кона сүйәк болған болса, чүрүклигидин асанла сунуп кәткән болатти.\ft*\f* \m \v 16 Шимшон: — \m «Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән адәмләрни өлтүрүп, \m Уларни дога-дога қиливәттим, \m Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән миң адәмни өлтүрдүм!» — деди.\f □ \fr 15:16 \fr*\ft \+bd «Уларни дога-дога қиливәттим»\+bd* — яки «Уларни икки дога қиливәттим». Бу шеирдин қариғанда, Шимшон икки яки униңдин көп қетим Филистийләр билән соқушқан болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 17 Буларни дәп ешәкниң еңәк сүйигини ташливәтти. Шуниңдәк у шу җайға «Рамот-Леһи» дәп нам қойди.\f □ \fr 15:17 \fr*\ft \+bd «Рамот-Леһи»\+bd* — «Леһиниң егизлиги».\ft*\f* \m \v 18 У интайин уссап Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Сән Өз қулуңниң қоли билән бунчә чоң нусрәтни барлиққа кәлтүрдүң, әнди мән һазир уссузлуқтин өлүп, хәтнисизләрниң қолиға чүшүп қалармәнму? — деди.\x + \xo 15:18 \xo*\xt 1Сам. 17:26, 36; 2Сам. 1:2\xt*\x* \m \v 19 Шуниң билән Худа леһидики азгални ярди, су униңдин урғуп чиқти. Шимшон ичип, роһи урғуп җан кирди. Бу сәвәптин бу \add булаққа\add* «Ән-Һаккорә» дәп нам қоюлди; та бүгүнгичә у Леһида бар.\f □ \fr 15:19 \fr*\ft \+bd «Ән-Һаққорә»\+bd* — «пәряд көтәргүчиниң булиқи».\ft*\f* \m \v 20 Шимшон Филистийләрниң дәвридә жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди.\f □ \fr 15:20 \fr*\ft \+bd «Шимшон .... жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди»\+bd* — Шимшонниң һаким болған вақти бәлким Абимәләк вә Йәфтаһниң һөкүм сүргән вақитлири билән замандаш болса керәк; у Пәләстинниң ғәрбидә, улар шәриқ вә шималида һөкүм сүрәтти.\ft*\f* \b \b \m \c 16 \s1 Шимшонниң мәғлуп болуши \m \v 1 Андин Шимшон Газаға барди, у у йәрдә бир паһишә аялни көрүп, кирип униң билән йеқинчилиқ қилди. \v 2 Лекин Газалиқлар бирисиниң: — Шимшон бу йәргә кәлди, дегинини аңлап, \add шәһәрни\add* қоршап, кечичә шәһәрниң қовуқида үн чиқармай марап турди вә: Әтә таң йоруғанда уни өлтүримиз, — дейишти. \m \v 3 Шимшон йерим кечигичә ятти; андин орнидин туруп шәһәр қовуқиниң икки қанитини тутуп, уни икки кешики вә балдақ-тақиқи билән қошуп, бирақла қомуруп, өшнисигә артип Һебронниң удулидики таққа елип чиқип кәтти.\f □ \fr 16:3 \fr*\ft \+bd «Һебронниң удулидики тағ»\+bd* — бәлким Газадин 40 километер жирақлиқта еди.\ft*\f* \m \v 4 Кейин у Сорәк җилғисида олтиришлиқ Дилилаһ исимлиқ бир аялни көрүп, униңға ашиқ болуп қалди. \v 5 Буни билип Филистийләрниң әмирлири у аялниң қешиға берип униңға: — Сән уни алдап, униң күчтүңгүрлүгиниң зади нәдин болғанлиғини колап сорап, бизниң қандақ қилсақ уни йеңәләйдиғанлиғимизни, уни бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни ейтип бәрсәң, биз һәр биримиз саңа бир миң бир йүз күмүч тәңгә беримиз, — деди. \m \v 6 Шуниң билән Дилилаһ Шимшондин: — Сән күчтүңгүрлүгүңниң зади нәдин болғанлиғини, шундақла қандақ қилғанда сени бағлап бойсундурғили болидиғанлиғини ейтип бәргин! — деди. \m \v 7 Шимшон униңға җававән: — Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.\f □ \fr 16:7 \fr*\ft \+bd «Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса...»\+bd* — Шимшон назарий болғачқа, «йеңи я киричлири» әслидә өлүк һайванниң җәситидин елинидиғини үчүн униңға нисбәтән «напак» һесаплинатти. Униң гепи ялған болғини билән, һәқиқәткә йеқин еди; униң күчтүңгүрлүги униң назарий болғанлиғидин болған. Униң «йеңи» (башқилар ишләтмигән) дейишиниң сәвәви «Бириси мени шундақ йеңи киричләр билән бағлиса, киричләрниң мени напак қилиш тәсири азрақ болиду» дәп ойлиғинидин болса керәк.\ft*\f* \m \v 8 Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричини елип келип, бу аялға беривиди, у бу киричләр билән уни бағлап қойди \v 9 (Дилилаһ бир нәччә адәмни һуҗрида пайлап турушқа йошуруп қойған еди). У Шимшонға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. \m У қопуп киричләрни чигә шойна отта көйүп үзүлүп кәткәндәк үзүвәтти. Шуниң билән униң күчтүңгүрлигиниң сири ашкариланмиди. \m \v 10 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! Әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди.\f □ \fr 16:10 \fr*\ft \+bd «Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! ....»\+bd* — рошәнки, «пайлап олтарғучилар» бағлаш усулиниң нәтиҗисини күтүп өзлири йошурунған йәрдин чиқмиди. Шимшон өйдә Дилилаһ билән иккимизла бар, дәп ойлайду.\ft*\f* \m \v 11 У җавап берип: — Адәмләр мени һеч ишләтмигән йеңи арғамча билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди. \m \v 12 Шуниң билән Дилилаһ йеңи арғамча елип келип, уни бағлап: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди (әслидә бир нәччә адәм һуҗрида йошурунуп, уни пайлап турушқан еди). Лекин Шимшон өз қолидики арғамчиларни жипни үзгәндәк үзүп ташлиди. \m \v 13 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Сән һазирғичә мени алдапсән, маңа ялған ейтипсән; әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди. У җавап берип: — Сән мениң бешимдики йәттә өрүм чачни дукандики өрүш жип билән қошуп өрүп қойсаңла болиду, — деди.\f □ \fr 16:13 \fr*\ft \+bd «дукандики өрүш жип билән»\+bd* — яки «дукандики тәг жипи билән», йәни тоқулмиларниң бойиға тартилған жипи билән.\ft*\f* \m \v 14 Шуниң билән \add Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп\add*, қозуққа бағлап қоюп униңға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. Шимшон уйқидин ойғинип, өрүш жип билән қозуқни бирақла тартип юливәтти.\f □ \fr 16:14 \fr*\ft \+bd «Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп...»\+bd* — мошу сөзләрни кона грек нусхисидин алдуқ.\ft*\f* \m \v 15 Андин аял униңға: — Маңа көңлүң йоқ туруп, қандақсигә саңа ашиқ болдум, дәйсән? Сән мени үч қетим алдап, күчтүңгүрлүгүңниң нәдин болғанлиғини маңа ейтип бәрмидиңғу, — деди. \m \v 16 Униң һәр күни сөзлири билән уни қисташлири вә ялвурушлири билән Шимшонниң өлгидәк ичи пушти вә шундақ болдики, \v 17 у көңлидики сирини қоймай униңға ашкарә қилип: — Мән анамниң қосиғидики чағдин тартип Худаға атилип назарий болғиним үчүн, бешимға һәргиз устира селинип бақмиған; әгәр мениң чечим чүшүрүветилсә, күчүм мәндин кетип, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди. \m \v 18 Дилилаһ униң өзигә көңлидики һәммә сирини дәп бәргинини көрүп, Филистийләрниң әмирлирини чарқирип келишкә адәм маңдуруп: — «Бу қетим силәр йәнә бир чиқиңлар, чүнки Шимшон көңлидики һәммә сирни маңа ашкарә қилди» деди. Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири қоллириға күмүчләрни елип, униң қешиға чиқти. \m \v 19 Андин Дилилаһ уни өз янпишиға ятқузуп, ухлитип қоюп, бир адәмни чақирип кирип униң бешидики йәттә өрүм чачни чүшүрүвәтти; шундақ қилип у Шимшонниң бозәк қилинишини башлиғучи болди. Шимшон күчидин кәткән еди. \v 20 У: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — девиди, у уйқидин ойғинип: — Мән орнумдин туруп, илгәрки бир қанчә қетимқидәк, бошинип кетимән, дәп ойлиди. Лекин у Пәрвәрдигарниң өзидин кәткинини билмәйтти. \v 21 Шуниң билән, Филистийләр уни тутувелип, көзлирини оюп, Газаға елип чүшүп, уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди.\f □ \fr 16:21 \fr*\ft \+bd «уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди»\+bd* — ун тартиш адәттә аял кишиниң иши еди.\ft*\f* \m \v 22 Лекин бешидики чүшүрүветилгән чечи йәнә өсүшкә башлиди. \b \m \s1 Шимшонниң шәрәплик һалда өлүши вә дәпнә қилиниши \m \v 23 Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти. \m \v 24 Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти. \m \v 25 Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди. \v 26 Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди. \m \v 27 У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди. \m \v 28 Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.\x + \xo 16:28 \xo*\xt Ибр. 11:32\xt*\x* \m \v 29 Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди. \m \v 30 Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип \add иттиривиди\add*, өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди. \v 31 Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди. \b \b \m \c 17 \s1 Исраилларниң бутпәрәслик йолиға кириши \m \v 1 Әфраимниң тағлирида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди. \v 2 У анисиға: — Сениң һелиқи бир миң бир йүз күмүч тәңгәң оғрилап кетилгән еди; сән тәңгиләрни қарғидиң вә буни маңа дәп бәрдиң. Мана, күмүч мәндә, уни мән алғандим, девиди, аниси: — Әй оғлум, Пәрвәрдигар сени бәрикәтлигәй!, — деди.\f □ \fr 17:2 \fr*\ft \+bd «...тәңгиләрни қарғидиң...»\+bd* — қарғашниң мәзмуни бәлким «Бу пул бәрикәтлик болмисун, алғучи кишигә палакәт чүшүрсун» дегәндәк болса керәк. \+bd «...вә буни маңа дәп бәрдиң»\+bd* — ибраний тилида: «...вә мениң қулақлиримға сөзлидиң».\ft*\f* \m \v 3 Микаһ бу бир миң бир йүз күмүч тәңгини анисиға яндуруп бәрди. Аниси: — Мән әслидә бу пулни сән оғлумни дәп Пәрвәрдигарға беғишлап, униң билән ойма бут вә қуйма бут ясашқа ативәткән едим; әнди йәнила саңа берәй, деди. \m \v 4 Лекин Микаһ күмүчни анисиға қайтуруп бәрди; аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти; улар Микаһниң өйигә қоюп қоюлди. \f □ \fr 17:4 \fr*\ft \+bd «...аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти...»\+bd* — мошу сөздин қариғанда, аписи нийитидин йенип, пулниң бир қисмини өзидә қалдурған еди.\ft*\f* \v 5 Микаһ дегән бу киши әслидә бир бутхана пәйда қилған, шуниңдәк өзигә бир әфод билән бир нәччә «тәрафим»ни ясиған еди; андин өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди.\f □ \fr 17:5 \fr*\ft \+bd «әфод»\+bd* — «әфод» тоғрилиқ 8:27 вә изаһатини көрүң. «Әфод» әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:5-30 вә изаһатлирини көрүң. \+bd «тәрафим»\+bd* — ибраний тилидики сөз болуп, «өй бутлири» дегәнни билдүриду. Бу бутлар қолда көтәргидәк кичик болуп, адәттә күмүчтин ясилатти. Қедимки вақитлардики бәзи бутпәрәс җәмийәтләрдә «тәрафим»ға егә болған адәм өйниң барлиқ тәәллуқатиниң егиси, ғоҗайини дәп һесаплинатти. \+bd «... өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди»\+bd* — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди.\ft*\f* \m \v 6 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.\f □ \fr 17:6 \fr*\ft \+bd «Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти»\+bd* — мошу сөзләр, шүбһисизки, Худаниң вақти кәлгәндә Исраилға Өзи падиша тайинлаш мәхситидә болғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 17:6 \xo*\xt Һак. 18:1; 21:25\xt*\x* \b \m \s1 Микаһниң бир Лавийни «каһин болуш»қа яллиши \m \v 7 Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир жигит бар еди; у шу йәрдә мусапир болуп туруп қалған еди. \f □ \fr 17:7 \fr*\ft \+bd «Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәм»\+bd* — Бәйт-Ләһәм Лавийларға бекитилгән шәһәрләрдин әмәс еди. Бу кишиниң шу йәргә немигә барғини ениқ әмәс.\ft*\f* \v 8 Бу жигит бир җай тепип турай дәп, Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәм шәһиридин чиқти. У сәпәр қилип, Әфраим тағлиғиға, Микаһниң өйигә келип чүшти. \v 9 Микаһ униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң, дәп соривиди, у униңға җававән: — Мән Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир Лавиймән, бир җай тепип турай дәп чиқтим, — деди. \m \v 10 Микаһ униңға: — Ундақ болса мән билән туруп, маңа һәм ата һәм каһин болуп бәргин; мән саңа һәр жили он күмүч тәңгә, бир жүрүш егин вә күндилик йемәк-ичмикиңни берәй, — деди. Буни аңлап Лавий киши униңкигә кирди. \m \v 11 Лавий у киши билән турушқа рази болди; жигит шу кишигә өз оғуллиридин биридәк болуп қалди. \v 12 Андин Микаһ бу Лавий кишини \add каһинлиққа\add* мәхсус тайинлиди. Шуниң билән \add Лавий\add* жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди.\f □ \fr 17:12 \fr*\ft \+bd «Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди»\+bd* — ибраний тилида: «Микаһ бу Лавий кишиниң қолини толдурди». Бу сөз мошу йәрдә икки бислиқтур — (1) у Микаһниң қолини мәхсус каһинлиқ вәзиписи билән «толдурди» вә (2) (һәҗвий җәһәттин) пул билән толдурди. \+bd «Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди»\+bd* — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди; башқа Лавийларниң каһин болуш һоқуқи йоқтур, әлвәттә.\ft*\f* \m \v 13 Андин Микаһ: — Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән, — деди.\f □ \fr 17:13 \fr*\ft \+bd «Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән»\+bd* — демисәкму, бу сөзләр пүтүнләй хурапий бир көзқараш, әлвәттә. 18-бапта сөзләрниң хаталиғи чиқип туриду.\ft*\f* \b \b \m \c 18 \s1 Дан қәбилисиниң өзлири үчүн бир мирас җайни тепиши \m \v 1 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; шундақла шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди, чүнки шу күнгичә улар Исраил қәбилилири арисида чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди. \f □ \fr 18:1 \fr*\ft \+bd «Шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди»\+bd* — «Йәшуа» 19:40-48дә бу ишлар баян қилиниду. Шу айәтләрдин қариғанда: «чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди» дегәнниң мәнаси «...толуқ еришәлмигән еди» дегәндәк болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 18:1 \xo*\xt Һак. 17:6; 21:25\xt*\x* \v 2 Шуниң билән Данлар пүткүл җәмәтидин Зореаһ вә Әштаолда олтиришлиқ бәш палванни зиминни чарлап келишкә әвәтти вә уларға тапилап: — Силәр берип зиминни чарлап келиңлар, деди. Улар сәпәр қилип Әфраим тағлиқ жутиға келип Микаһниң өйигә чүшүп у йәрдә қонди. \v 3 Улар Микаһниң өйиниң йенида турғинида Лавий жигитниң авазини тонуп, униң қешиға кирип униңдин: — Сени ким бу җайға елип кәлди? Бу йәрдә немә иш қилисән? Бу җайда немигә ериштиң? — дәп сориди.\f □ \fr 18:3 \fr*\ft \+bd «Лавий жигитниң авазини тонуп...»\+bd* — яки «Лавий жигитниң тәләппузини тонуп...».\ft*\f* \m \v 4 У уларға җававән: — Микаһ маңа мундақ-мундақ қилип, мени яллап өзигә каһин қилди, деди. \m \v 5 Буни аңлап улар униңға: — Ундақ болса бизниң маңған сәпиримизниң оңушлуқ болидиған-болмайдиғанлиғини билмикимиз үчүн, Худадин сорап бәргин, — деди. \m \v 6 Каһин уларға: — Хатирҗәм беривериңлар. Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур, — деди.\f □ \fr 18:6 \fr*\ft \+bd «Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур»\+bd* — демәк, йолуңлар Худаниң нәзиригә яхши көрүниду.\ft*\f* \m \v 7 Шуниң билән бу бәш адәм чиқип, Лаиш дегән җайға йетип кәлди. Улар у йәрдики хәлиқниң теч-аман яшаватқинини, турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини, хатирҗәмлик вә раһәт ичидә туруватқинини көрди; шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди; улар Зидонийлардин жирақта туратти, шундақла башқилар биләнму һеч қандақ барди-кәлди қилишмайтти.\f □ \fr 18:7 \fr*\ft \+bd «турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини»\+bd* — мошу шәһәр бәлким Зидонийларниң бир мустәмлигиси болған болуши мүмкин еди. \+bd «шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди»\+bd* — әгәр Лаиштикиләрдин пайдилинидиған башқа бир йәрлик һакимийәт бар болса, Лаишни егиләш үчүн мошу һакимийәт биләнму соқушуш керәк болатти, әлвәттә. \ft*\fp Шу сөзниң башқа бир хил тәрҗимиси: «уларниң үстидә номус ишларни әйипләйдиған һеч қандақ һаким йоқ еди».\fp*\f* \m \v 8 \add Бәш палван\add* Зореаһ вә Әштаолға өз қериндашлириниң қешиға қайтип кәлди. Қериндашлири улардин: — Немә хәвәр елип кәлдиңлар? — дәп сориди. \m \v 9 Улар җававән: — Биз қопуп уларға һуҗум қилайли! Чүнки биз шу зиминни чарлап кәлдуқ, мана, у интайин яхши бир жут екән. Әнди немишкә қимир қилмай җим олтирисиләр? Әнди дәрһал берип, у жутни елишқа әзмәңләрни әзмәңлар, берип һуҗум қилип зиминни егиләңлар. \v 10 У йәргә барғиниңларда силәр теч-аман туруватқан бир хәлиқни, һәр әтрапиға созулған кәң-азатә бир зиминни көрисиләр! Худа у йәрни силәрниң қолуңларға тапшурғандур. У жутта йәр йүзидә тепилидиған барлиқ нәрсиләрдин һеч бири кам әмәс, деди. \m \v 11 Шуниң билән Данларниң җәмәтидин алтә йүз адәм җәңгә қураллинип, Зореаһ вә Әштаолдин чиқип маңди. \v 12 Улар Йәһуда жутидики Кириат-Йеарим дегән җайға берип, чедир тикти (шуңа бу җай таки бүгүнгичә «Данниң ләшкәргаһи» дәп аталмақта; у Кириат-Йеаримниң арқа тәрипигә җайлашқан еди). \f □ \fr 18:12 \fr*\ft \+bd «Данниң ләшкәргаһи»\+bd* — ибраний тилида «Маһанәһ-Дан». \+bd «арқа тәрипи»\+bd* — бу сөзниң башқа бир хил тәрҗимиси «ғәрип тәрипи».\ft*\f* \x + \xo 18:12 \xo*\xt Һак. 13:25\xt*\x* \v 13 Андин улар у йәрдин Әфраим тағлиқ райониға берип, Микаһниң өйигә йетип кәлди. \m \v 14 Лаиш жутиға чарлаш үчүн барған бәш киши өз қериндашлириға: — Биләмсиләр? Бу өйдә бир әфод тони, бир нәччә тәрафим бутлири, бир ойма мәбуд вә қуйма мәбуд бардур! Әнди қандақ қилишиңлар керәклигини ойлишиңлар! — деди.\f □ \fr 18:14 \fr*\ft \+bd «тәрафим бутлири»\+bd* — 17:5дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \m \v 15 Улар бурулуп Лавий жигитниң өйигә (Микаһқа тәвә өйгә) кирип униңдин һал сориди. \v 16 Дан қәбилисидин болған җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши дәрваза алдида туруп турди. \v 17 У зиминни чарлашқа барған бәш адәм \add бутханиға\add* кирип, ойма бут, әфод тони, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиқти. Каһин җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши билән биллә дәрвазида туратти. \v 18 Бу бәш адәм Микаһниң өйигә кирип ойма бут, әфод тонини, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиққанда каһин улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! — дәп сориди. \m \v 19 Улар униңға: — Үн чиқармай, ағзиңни қолуң билән етип, биз билән меңип, бизгә һәм ата һәм каһин болуп бәргин. Сениң пәқәт бир адәмниң өйидикиләргә каһин болғиниң яхшиму, яки Исраилниң бир җәмәти болған пүтүн бир қәбилигә каһин болғиниң яхшиму? — деди. \m \v 20 Шундақ девиди, каһинниң көңли хуш болуп, әфод, тәрафим бутлири вә ойма мәбудни елип хәлиқниң арисиға кирип турди. \v 21 Андин улар бурулуп, у йәрдин кәтти; улар балилири вә чарпайларни вә жүк-тақлириниң һәммисини алдида маңдурувәткән еди. \v 22 Микаһниң өйидин хелә жирақлиғанда Микаһниң өйиниң әтрапидики хәлиқләр жиғилип, Данларға қоғлап йетишти. \v 23 Улар Данларни товлап чақирди, Данлар бурулуп Микаһқа: — Саңа немә болди, бунчивила көп хәлиқни жиғип келип немә қилмақчисән?! — деди. \m \v 24 У җавап берип: — Силәр мән ясатқан мәбудларни каһиним билән қошуп алдиңлар, андин кәттиңлар! Маңа йәнә немә қалди?! Шундақ туруқлуқ силәр техи: «Саңа немә болди?» — дәватисиләрғу! — деди. \m \v 25 Данлар униңға: — Үнүңни чиқарма, болмиса аччиғи яман кишиләр сени тутувелип, сени вә аиләңдикиләрни җанлиридин җуда қилмисун, йәнә, — деди. \m \v 26 Буларни дәп Данлар өз йолиға маңди; Микаһ уларниң өзидин күчлүк екәнлигини көрүп, йенип өз өйигә кәтти. \m \v 27 Улар Микаһ ясатқузған нәрсиләр вә униң каһинини елип, Лаишқа һуҗум қилди; у йәрдики хәлиқ теч-аман вә хатирҗәм туруватқан еди; улар уларни қиличлап қирип, шәһәрни отта көйдүрүвәтти. \v 28 Шәһәрни қутқузғидәк һеч адәм чиқимиди; чүнки бу шәһәр Зидондин жирақта еди, хәлқи һеч ким билән барди-кәлди қилишмайтти. Шәһәр Бәйт-Рәһобниң йенидики җилғида еди. Данлар шәһәрни қайтидин қуруп, олтирақлашти. \v 29 Улар бу шәһәргә Исраилниң оғуллиридин болған, өз атиси Данниң исмини қоюп Дан дәп атиди. Илгири у шәһәрниң нами Лаиш еди.\x + \xo 18:29 \xo*\xt Йә. 19:47\xt*\x* \m \v 30 Данлар шу йәрдә бу ойма бутни өзлиригә тиклиди; Мусаниң оғли Гәршомниң әвлади Йонатан вә униң оғуллири болса шу зиминниң хәлқи сүргүн болушқа елип кетилгән күнгичә Данларниң қәбилисигә каһин болуп турған еди. \f □ \fr 18:30 \fr*\ft \+bd «Гәрсомниң әвлади»\+bd* — ибраний тилида «Гәрсомниң оғли».\ft*\f* \v 31 Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда, Данлар өзлири үчүн тиклигән, Микаһ ясатқузған ойма мәбуд \add Данда\add* турғузулди.\f □ \fr 18:31 \fr*\ft \+bd «Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда»\+bd* — Шилоһ шәһири муқәддәс чедир тунҗа тикләнгән җай еди («Йә.» 18:10, 19:51, «1Сам.» 3:1ни көрүң). Сулайман падиша ибадәтханини Йерусалимда қуруштин илгири (қайси вақит екәнлиги бизкә намәлум) Шилоһ ибадәт соруни сүпитидә ишлитилмәй ташливетилгән еди («Йәр.» 7:12ни көрүң).\ft*\f* \c 19 \s1 Әшәддий бузуқчилиқ \m \v 1 Исраилда техи падиша тикләнмигән шу күнләрдә, Әфраим тағлиқ райониниң чәт тәрипидә олтиришлиқ бир Лавий киши бар еди; у Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир қизни кенизәкликкә алди. \x + \xo 19:1 \xo*\xt Һак. 17:6; 18:1; 21:25\xt*\x* \v 2 Лекин у кенизәк еригә вапасизлиқ қилип, униң йенидин чиқип, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә атисиниң өйигә берип, төрт айчә турди.\f □ \fr 19:2 \fr*\ft \+bd «Лекин у кенизәк еригә вапасизлиқ қилип...»\+bd* — яки «лекин у кенизәк еридин яманлап кетип...».\ft*\f* \m \v 3 У вақитта униң ери қопуп кенизигигә яхши гәпләрни қилип, көңлини елип яндуруп келишкә кенизигиниң йениға кәлди. У бир хизмәткарини вә икки ешәкни елип барди. Кенизәк ерини атисиниң өйигә елип кирди; атиси уни көрүп хуш болуп қарши алди. \v 4 Униң қейинатиси, йәни қизниң атиси уни тутуп қалди, у у йәрдә үч күнгичә йәп-ичип, униң билән йетип қопти. \v 5 Төртинчи күни Лавий киши сәһәр қопуп маңғили тәйярлинивиди, кенизигиниң атиси күйоғлиға: — Бир тоғрам нан йәп жүригиңни қувәтләндүрүп андин маңғин, — деди. \m \v 6 Шуниң билән улар иккиси олтирип биллә йәп-ичип тамақланди. Қизниң атиси у кишигә: — Сәндин өтүнәй, бу кечиму қонғин, көңлүң ечилсун, деди. \m \v 7 Бу киши маңғили қопувиди, лекин қейинатиси уни зорлап, йәнә елип қалди, у йәнә бир күн қонди. \v 8 Бәшинчи күни у сәһәр қопуп маңғили тәйярланди, лекин қизниң атиси униңға: — \add Авал\add* жүригиңни қувәтләндүргин, деди. Шуниң билән улар иккиси күн егилгичә олтирип, биллә тамақланди. \m \v 9 Андин бу киши кенизиги вә хизмәткарини елип маңғили тәйярлинивиди, қейинатиси, йәни қизниң дадаси униңға: — Мана, кәч кирәй дәватиду, сәндин өтүнәй, бу йәрдә йәнә бир кечини өткүзүңлар; мана, күн мәғриққә егилипту, бу йәрдә қонғин, көңлүң ечилсун; андин әтә сәһәрдә йолға чиқип, өйүңләргә кетиңлар, — деди.\f □ \fr 19:9 \fr*\ft \+bd «андин әтә сәһәрдә ... өйүңләргә кетиңлар»\+bd* — ибраний тилида «андин әтә сәһәрдә ... чедириңларға кетиңлар».\ft*\f* \m \v 10 Лекин у киши әнди йәнә бир кечә қонушқа унимай, қопуп йолға чиқип Йәбусниң, йәни Йерусалимниң удулиға кәлди. Униң билән биллә икки тоқуқлуқ ешәк вә кенизиги бар еди. \v 11 Улар Йәбусқа йеқин кәлгәндә күн олтирай дәп қалғачқа, хизмәткари ғоҗисиға: — Йәбусийларниң бу шәһиригә кирип, шу йәрдә қонайли, деди. \m \v 12 Лекин ғоҗиси униңға җавап берип: — Биз Исраиллар турмайдиған, ят әлләр туридиған шәһәргә кирмәйли, бәлки Гибеаһқа өтүп кетәйли, деди. \m \v 13 Андин у йәнә хизмәткариға: — Кәлгин, биз йеқиндики җайлардин биригә барайли, Гибеаһда яки Рамаһда қонайли, деди. \m \v 14 Шуниң билән улар меңип, Бинямин жутидики Гибеаһниң йениға йетип барғанда күн олтарған еди. \v 15 Улар Гибеаһқа кирип, у йәрдә қонмақчи болди; шәһәрниң чоң мәйданиға кирип олтиришти; лекин һеч ким уларни қондурушқа өйигә тәклип қилмиди. \m \v 16 Һалбуки, у кечиси қери бир адәм ишини түгитип, етизлиқтин йенип келиватқан еди. У әслидә Әфраим тағлиқ районилиқ адәм еди, у Гибеаһда мусапир болуп, олтирақлишип қалған еди; лекин у йәрдики хәлиқләр Биняминлардин еди. \m \v 17 У бешини көтирип қарап, бу йолучиниң шәһәрниң мәйданида олтарғинини көрүп униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң? Қәйәргә барисән? — дәп сориди. \m \v 18 У җавап берип: — Биз Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдин Әфраим тағлиғиниң чәт яқилириға кетип баримиз; мән әсли шу җайдин болуп, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә барған едим; ишлирим Пәрвәрдигарниң өйигә мунасивәтлик еди; лекин бу йәрдә һеч ким мени өйигә тәклип қилмиди. \f □ \fr 19:18 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарниң өйи \+bd*\+bdit , йәни муқәддәс чедир\+bdit*» — шу чағда Йерусалимда әмәс, Шилоһда еди.\ft*\f* \v 19 Бизниң ешәклиримизгә беридиған саман вә боғузимиз бар, өзүм, дедәклири, шундақла кәминилириң билән болған жигиткиму нан вә шараплар бар, бизгә һеч немә кам әмәс, — деди. \m \v 20 Буни аңлап қери киши: — Теч-аман болғайсән; силәриң муһтаҗлириңларниң һәммиси мениң үстүмгә болсун, амма кочида ятмаңлар! — дәп, \v 21 уни өз өйигә елип берип, ешәклиригә йәм бәрди. Меһманлар путлирини жуюп, йәп-ичип ғизаланди. \v 22 Улар көңлидә хуш болуп турғинида, мана, шәһәрниң адәмлиридин бир нәччәйлән, йәни бир қанчә лүкчәк келип өйни қоршивелип, ишикни уруп-қеқип, өйниң егиси болған қери кишигә: — Сениң өйүңгә кәлгән шу кишини бизгә чиқирип бәргин, униң билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.\f □ \fr 19:22 \fr*\ft \+bd «лүкчәк»\+bd* — ибраний тилида «Белиалниң (Иблисниң) балилири». \ft*\fp Башқа бир хил тәрҗимиси «шәһәрдики адәмләр, лүкчәкләр...»\fp*\f* \x + \xo 19:22 \xo*\xt Яр. 19:1-4; Һош. 9:9; 10:9\xt*\x* \m \v 23 Буни аңлап өй егиси уларниң қешиға чиқип уларға: — Болмайду, әй бурадәрлирим, силәрдин өтүнүп қалай, мундақ рәзилликни қилмаңлар; бу киши мениң өйүмгә меһман болуп кәлгән екән, силәр бундақ ипласлиқ қилмаңлар. \v 24 Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар. Мән уларни қешиңларға чиқирип берәй, силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли, нәзириңларға немә хуш яқса уларни шундақ қилиңлар, лекин бу кишигә мошундақ ипласлиқ ишни қилмаңлар, — деди.\f □ \fr 19:24 \fr*\ft \+bd «Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар... силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли...»\+bd* — шу қери адәм меһмандостлуқни вә меһманларға болған мәсъулийәтчанлиқни шунчә «муқәддәс» дәп қарисиму, униң ағзидин чиққан жуқуриқи гәплиридин шу чағдики Исраилларниң бузуқчилиқ-әхлақсизлиғиниң қандақ дәриҗигә берип йәткәнлиги ениқ көрүниду. Меһманларниң һаятини қоғдаш үчүн өз һаятини пида қилса болатти; лекин өз қизини мошу рәзилләргә «һәдийә қилиш»қа һәр қандақ виҗдан егисигә жиргиничлик болса керәк.\ft*\f* \m \v 25 Лекин у адәмләр униңға қулақ салмиди; йолучи кенизигини уларниң алдиға сөрәп чиқирип бәрди. Улар униң билән биллә болуп кәчтин әтигәнгичә аяқ асти қилди; улар таң йоруғанда андин уни қоюп бәрди. \m \v 26 Чокан таң сәһәрдә қайтип келип, униң ғоҗиси қонған өйниң дәрвазисиниң босуғисиға кәлгәндә жиқилип қелип, таң атқичә шу йәрдә йетип қалди. \v 27 Әтигәндә униң ғоҗиси қопуп өйниң ишигини ечип, йолға чиқмақчи болуп тешиға чиқивиди, мана, униң кенизиги болған чокан өйниң дәрвазиси алдида қоллири босуғиниң үстигә қоюқлуқ һалда ятатти. \v 28 У униңға: — Қопқин, биз маңайли, деди. Лекин чокан һеч бир җавап бәрмиди. Шуниң билән у чоканни ешәккә артип, қозғилип өз өйигә жүрүп кәтти.\f □ \fr 19:28 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Лавий киши\+bdit* униңға: — Қопқин, биз маңайли, деди» — бу чоканниң «ғоҗа»синиң таш жүрәклиги билән шу йәрлик лүкчәкләрниң рәзиллигиниң пәрқи барму?\ft*\f* \m \v 29 Өз өйигә кәлгәндә, пичақни елип кенизигиниң җәситини сүйәклири бойичә он икки парчә қилип, пүткүл Исраил жутиниң чәт-яқилириғичә әвәтти. \m \v 30 Шундақ болдики, буни көргәнләрниң һәммиси: «Исраил Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә бундақ иш болуп бақмиған еди яки көрүлүп бақмиған еди. Әнди бу ишни убдан ойлишип, қандақ қилиш керәклигини мәслиһәтлишәйли» — дейишти. \b \b \m \c 20 \s1 Ички урушниң партлиши \m \v 1 Шуниң билән Исраилларниң һәммиси чиқип, җамаәт Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп Мизпаһда, Пәрвәрдигарниң алдиға келип бир адәмдәк болди. \f □ \fr 20:1 \fr*\ft \+bd «Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип, Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп...»\+bd* — Дан шәһири (18:29дә көрситилгән) зиминниң шималий четидә; Бәәр-Шеба шәһири болса зиминниң җәнубий четидә; «Гилеад» болса зиминниң Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики чәт қисми еди. Демәк (Бинямин хәлқидин башқа), пүткүл Исраилниң адәмлири Мизпаһқа жиғилди.\ft*\f* \v 2 Пүткүл қовмниң чоңлири, йәни Исраилниң һәммә қәбилисиниң башлиқлири Худаниң хәлқиниң җамаити арисида һазир болди. Җамаәт җәмий болуп төрт йүз миң қилич тутқан пиядә әскәр еди \v 3 (Биняминлар Исраилниң Мизпаһда җәм болғинидин әнди хәвәр тапқан еди). \m Исраиллар сүрүштә қилип: «Бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди.\f □ \fr 20:3 \fr*\ft \+bd «... Исраиллар сүрүштә қилип: «бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди»\+bd* — шу чағда Биняминларниң вәкиллириниң нәқ мәйданда бар-йоқлуғи ениқ әмәс. Лавий киши, шүбһисизки, кенизигиниң җәситидин бир қисмини уларғиму әвәткән (11:29). Бу соал Бинямин вәкиллиригә қоюлған болса, «Бу рәзил ишниң сәвәвини бизгә чүшәндүрүп бериңлар» дегәндәк тәрҗимә қилиниши керәк еди. Лекин 4-айәттин қариғанда соал Лавий кишигә қоюлған.\ft*\f* \m \v 4 Өлтүрүлгән чоканниң ери Лавий киши җавап берип мундақ деди: — «Мән болсам өз кенизигимни елип, Биняминниң Гибеаһ шәһиригә қонғили барған едим; \v 5 Гибеаһниң адәмлири кечидә маңа һуҗум қилмақчи болуп, мени дәп өйни қоршивалди. Улар мени өлтүрүшни қәстлиди, кенизигимни болса улар аяқ асти қилип өлтүрүвәтти. \f □ \fr 20:5 \fr*\ft \+bd «...мени дәп өйни қоршивалди»\+bd* — яки «... мән бар өйни қоршивалди».\ft*\f* \v 6 Шуниң билән мән кенизигимниң җәситини парчә-парчә қилип, кишиләргә көтәрткүзүп Исраилниң мираси болған зиминниң һәр бир жутиға әвәттим. Чүнки улар Исраил ичидә пасиқлиқ вә ипласлиқ қилди. \v 7 Мана, әй барлиқ Исраиллар, силәр һәммиңлар ойлинип, мәслиһәт көрситиңлар». \m \v 8 Шуниң билән һәммә хәлиқ бир адәмдәк қопуп: — Аримиздин нә һеч ким өз чедиригә бармисун нә һеч ким өз өйигә қайтмисун, \v 9 бәлки биз Гибеаһқа шундақ қилайлиги: — Биз чәк ташлап униңға һуҗум қилайли; \v 10 биз Исраилниң һәммә қәбилисидикиләрдин йүзниң ичидин онни, миңдин йүзни, он миңдин миңни таллап чиқип, уларни хәлиқ үчүн озуқ-талқан йәткүзүшкә тайинлайли. Шундақ қилип хәлиқ Бинямин жутидики Гибеаһ шәһиригә берип, уларниң Исраил ичидә қилған барлиқ ипласлиғини уларниң өз бешиға яндурсун, — дейишти. \m \v 11 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири бир адәмдәк болуп, у шәһәргә һуҗум қилишқа топланди. \m \v 12 Андин Исраил қәбилилири Биняминниң барлиқ җәмәтлиригә әлчи әвәтип: — Араңларда йүз бәргән бу рәзиллик зади немә иш? \v 13 Әнди Гибеаһдики бу лүкчәкләрни бизгә тутуп бериңлар. Шуниң билән биз уларни өлүмгә мәһкүм қилип, Исраилдин рәзилликни йоқ қилайли, — деди. Лекин Биняминлар өз қериндашлири болған Исраилларниң сөзини тиңшимиди, \f □ \fr 20:13 \fr*\ft \+bd «лүкчәкләр»\+bd* — ибраний тилида «Белиалниң (Иблисниң) балилири».\ft*\f* \x + \xo 20:13 \xo*\xt Һак. 19:22; Һош. 9:9; 10:9\xt*\x* \v 14 бәлки Биняминлар Исраилға қарши җәң қилиш үчүн шәһәр-шәһәрләрдин келип Гибеаһда жиғилди. \v 15 У вақитта Биняминлардин шәһәр-шәһәрләрдин тизимланғанлар жигирмә алтә миң қилич тутқан әркәк еди. Униңдин башқа Гибеаһдин хилланған йәттә йүз әскәр бар еди. \v 16 Бу пүткүл қошун арисида хилланған йәттә йүз солхай әскәр болуп, салғуға ташни селип нишанға атса, қилчиму қейип кәтмәйтти.\x + \xo 20:16 \xo*\xt Һак. 3:15\xt*\x* \m \v 17 Бинямин қәбилисидин башқа, Исраилниң адәмлири санақтин өткүзүливиди, қилич тутқанлар төрт йүз миң әркәк чиқти; буларниң һәммиси җәңчиләр еди. \m \v 18 Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: — Бизниң аримиздин ким авал чиқип Биняминлар билән соқушсун, дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда \add авал\add* чиқсун, деди.\f □ \fr 20:18 \fr*\ft \+bd «Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: ... дәп соривиди»\+bd* — бу айәттин қариғанда, Худаниң муқәддәс чедири гәрчә шу жилларда Шилоһда болсиму («Йә.» 18:1, «Һак.» 18:31, 21:12, «1Сам.» 1:3ни көрүң), мәлум сәвәптин (дүшмәнләрниң таҗавузлири түпәйлидин?) Бәйт-Әлдә вақитлиқ турғузулған охшайду (27-28-айәтни көрүң).\ft*\f* \m \v 19 Шуниң билән Исраиллар әтиси сәһәр қопуп Гибеаһниң удулида чедиргаһ тикти. \v 20 Андин Исраилниң адәмлири Бинямин билән урушушқа чиқип, Гибеаһниң йенида раслинип уларға қарши сәп түзди. \v 21 Шу күни Биняминлар Гибеаһдин чиқип, Исраилдин жигирмә икки миң кишини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти. \m \v 22 Лекин Исраилниң адәмлири җасарәткә келип, авалқи күни сәп түзгән җайда иккинчи күни йәнә сәп түзди. \v 23 \add сәп түзүштин авалқи ахшими\add* Исраил Пәрвәрдигарниң алдиға берип, кәч киргичә пәряд қилип жиғлап, Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Бинямин нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқсақ боламду, болмамду? — дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Уларға һуҗум қилиңлар, деди. \m \v 24 Шуниң билән Исраиллар иккинчи күни Биняминларға йеқин келип һуҗум қилди. \v 25 Биняминму иккинчи күни Гибеаһдин чиқип Исраиллар билән соқушуп, уларниң он сәккиз миң адимини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти; буларниң һәммиси қилич тутқанлардин еди. \m \v 26 Андин Исраилларниң һәммиси, йәни пүтүн қошун қопуп Бәйт-Әлгә чиқип жиғлап, шу күни Пәрвәрдигарниң алдида кәчкичә роза тутуп, Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи өткүзди. \v 27-28 Шу күнләрдә Худаниң әһдә сандуғи шу йәрдә болуп, Һарунниң әвлади, Әлиазарниң оғли Финиһас униң алдида хизмәт қилатти; шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Биняминниң нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқамдуқ яки тохтап қаламдуқ? — дәп сориди; Пәрвәрдигар җававән: — Чиқиңлар, чүнки әтә Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, деди.\f □ \fr 20:27-28 \fr*\ft \+bd «Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — ... — дәп сориди»\+bd* — шу чағда, Исраилниң Пәрвәрдигардин «йол сориши» шүбһисизки, баш каһин Финиһасниң каһинлиқ кийимигә тақалған әфодтики «урим вә туммим» арқилиқ еди («Мис.» 28-бапни вә изаһатлирини көрүң). \ft*\fp Исраилларниң тартқан талапәтлири, шүбһисизки, Худаниң пүткүл қовминиң үстигә қойған агаһ-җазалири еди. Худаниң йолидин чиққанлар пәқәт Биняминларла әмәс, бәлки пүткүл Исраил хәлқи болуши мүмкин еди.\fp*\f* \m \v 29 Буни аңлап Исраил хәлқи Гибеаһниң әтрапиға әскәрләрни пистирма қойди; \x + \xo 20:29 \xo*\xt Йә. 8:4\xt*\x* \v 30 үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди. \v 31 Бинямин \add Исраил\add* хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди. \v 32 Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди. \m \v 33 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди. \f □ \fr 20:33 \fr*\ft \+bd «Гебадики»\+bd* — яки «Гибеаһдики». «Гибеаһ» вә «Геба» (а) охшаш бир җай болуши мүмкин, яки (ә) бир-биригә интайин йеқин икки җай болуши мүмкин. \+bd «чимәндин чиқип кәлди»\+bd* — яки «ғәрип тәрәптин чиқип кәлди».\ft*\f* \v 34 Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди. \m \v 35 Пәрвәрдигар Биняминларни Исраилниң алдида мәғлуп қилғачқа, улар у күни Биняминлардин жигирмә бәш миң бир йүз қилич тутқан адәмни өлтүрди. \v 36 Әнди Биняминлар өзлириниң мәғлуп болғинини көрди. \m Исраилниң адәмлири әслидә Гибеаһқа қойған пистирмидики кишилиригә ишәш қилип, Биняминларни алдап, алдида чекингән еди. \v 37 У вақитта пистирмидикиләр тездин атлинип Гибеаһқа һуҗум қилип бесип кирип, шәһәрдикиләрниң һәммисини қиличлап қирди. \f □ \fr 20:37 \fr*\ft \+bd «Гибеаһқа һуҗум қилип...»\+bd* — бу сөзләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Гибеаһғичә башламчилиқ қилип».\ft*\f* \v 38 Исраиллар әслидә пистирмидикиләр билән алдин-ала нишан үчүн бәлгү бекиткән еди, йәни шәһәргә от қуюп, қелин түтүн түврүгиниң асманға көтирилишини бәлгү қилишқа келишивалған еди. \v 39 Шуңа Исраилниң адәмлири уруштин вақтинчә чекингәндә, Биняминлар Исраилниң адәмлирини уруп соқуп, оттузчә кишини өлтүрүп: — Мана, Исраил авалқи җәңдикидәк алдимизда шәксиз тар мар болиду, — дейишти. \m \v 40 Лекин шәһәрниң ичидин түтүн түврүк өрләп чиққанда, Биняминлар кәйнигә бурулуп қаривиди, мана, пүткүл шәһәр ис-түтәк болуп асманларға көтирилип кетивататти. \v 41 Шу һаман Исраилниң адәмлири бурулуп йенип кәлди, Биняминниң адәмлири болса: Бизгә бала йеқинлашти дәп, вәһимигә чүшти. \m \v 42 Улар Исраилларниң алдидин бурулуп чөллүккә маңидиған йол билән қечип кәтти; лекин җәң уларниң кәйнидин из бесип маңди; әтрапидики һәр қайси шәһәрләрдин адәмләр чиқип уларни ариға елип һалак қилди. \v 43 Шу тәриқидә улар Биняминларни қоршивалди, уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди. \f □ \fr 20:43 \fr*\ft \+bd «Геба»\+bd* — яки «Гибеаһ». Амма шу зиминниң җуғрапийилик орниға қариғанда у Геба болуши мүмкин. Бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар. \+bd «...уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди»\+bd* — бу сөзләрниң башқа хил тәрҗимиси: «уларни Ноһаһдин қоғлап берип, Гебаһниң шәриқ тәрипидики бир йәрдә чәйләп өлтүрди».\ft*\f* \v 44 Буниң билән Биняминлардин он сәккиз миң киши өлди, уларниң һәммиси батур палванлар еди. \v 45 Башқилири бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммон қорам тешиға барди; амма Исраиллар йолларда худди башақ тәргәндәк улардин бәш миң адәмни өлтүрди; андин уларниң кәйнидин Гидомғичә қоғлап берип, йәнә икки миң адәмни өлтүрди. \m \v 46 У күни Биняминлардин өлтүрүлгәнләр жигирмә бәш миң адәм еди. Буларниң һәммиси палванлар болуп, қилич тутқанлар еди. \m \v 47 Һалбуки, улардин пәқәт алтә йүз адәм қалған еди, улар бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммондики тик ярға барди. Улар Риммондики тик ярда төрт ай турди.\x + \xo 20:47 \xo*\xt Һак. 21:13\xt*\x* \m \v 48 Исраиллар йәнә Биняминларниң зиминиға йенип келип, һәммә шәһәрләрдики адәмләрни, чарпайларни һәм учриғанларниң һәммисини қилич билән қиривәтти, шундақла от қуюп, удул кәлгән шәһәрлириниң һәммисини көйдүрүвәтти. \b \b \m \c 21 \s1 Бинямин қәбилисиниң нәсли қуруп кетиштин қутулуши \m \v 1 Әслидә Исраилниң адәмлири Мизпаһда қәсәм қилишип: — Бизниң ичимиздин һеч ким өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәрмисун, — дейишкән еди. \v 2 Шуниң үчүн хәлиқ Бәйт-Әлгә келип, у йәрдә кәч киргичә Худаниң алдида пәряд көтирип қаттиқ жиғлишип: — \v 3 Әй Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Исраилда немишкә шундақ иш йүз бериду, немишкә Исраилниң қәбилилиридин бири йоқап кәтсун? — дейишти. \m \v 4 Әтиси хәлиқ сәһәр қопуп, у йәрдә қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунди. \v 5 Исраиллар өз ара: — Исраилниң һәр қайси қәбилилиридин җамаәткә қошулуп Пәрвәрдигарниң алдида һазир болушқа кәлмигән кимләр бар? — дәп сорашти, чүнки улар кимки Мизпаһқа Пәрвәрдигарниң алдида һазир болмиса, у шәксиз өлүмгә мәһкүм қилинсун, дәп қаттиқ қәсәм қилишқан еди. \v 6 Исраил өз қериндиши болған Бинямин тоғрилиқ пушайман қилип: — Мана, әнди Исраил арисидин бир қәбилә үзүветилди. \v 7 Биз Пәрвәрдигарниң намида бизниң ичимиздин һеч қайсимиз өз қизимизни Биняминларға хотунлуққа бәрмәймиз, — дәп қәсәм қилған едуқ; әнди қандақ қилсақ улардин қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз — дейишти. \m \v 8 Улар йәнә өз ара: — Исраил қәбилилиридин қайсиси Мизпаһқа, Пәрвәрдигарниң алдиға чиқмиди? — дәп сорашти. Мана, Ябәш-Гилеадлиқлардин һеч қайсиси чедиргаһқа, җамаәткә қошулушқа кәлмигән еди. \v 9 Чүнки хәлиқни санап көргәндә Ябәш-Гилеадниң адәмлиридин у йәрдә һеч ким йоқ еди. \v 10 Шуниң билән җамаәт он икки миң палванни у йәргә әвәтип, уларға тапилап: — Ябәш-Гилеадта туруватқанларни, җүмлидин аяллар вә балиларни уруп-қирип қиличлап өлтүрүветиңлар; \v 11 шундақ қилиңларки, барлиқ әркәкләрни вә әрләр билән биллә болған барлиқ аялларни өлтүрүветиңлар, деди.\x + \xo 21:11 \xo*\xt Чөл. 31:17\xt*\x* \m \v 12 Улар шундақ қилип Ябәш-Гилеадтики хәлқиниң ичидә техи әрләр билән биллә болуп бақмиған төрт йүз қизни тепип, уларни тутуп Қанаан зиминидики Шилоһқа, чедиргаһға елип кәлди. \m \v 13 Андин пүткүл җамаәт Риммондики тик ярдики Биняминларға адәм әвәтип, уларға течлиқ салимини җакалиди. \x + \xo 21:13 \xo*\xt Һак. 20:47\xt*\x* \v 14 Шуниң билән Биняминлар қайтип кәлди; Исраиллар Ябәш-Гилеадтики һаят қалған қизларни уларға хотунлуққа бәрди, лекин булар уларға йетишмиди. \v 15 Вә хәлиқ Бинямин тоғрилиқ пушайман қилди; чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң қәбилилириниң арисида кәмтүк пәйда қилип қойған еди. \m \v 16 Бу вақитта җамаәтниң ақсақаллири: — Биняминниң қиз-аяллири йоқутиветилди, әнди биз қандақ қилсақ қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз, — деди. \m \v 17 Андин йәнә: — Биняминдин қечип қутулған қалдисиға мирас сақлиниши керәкки, Исраилниң бир қәбилисиму өчүп кәтмәслиги керәк. \v 18 Пәқәт бизла қизлиримизни уларға хотунлуққа бәрсәк болмайду, чүнки Исраиллар: «Өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәргән киши ләнәткә қалсун!» дәп қәсәм қилишқан, — дейишти. \m \v 19 Улар йәнә: — Мана, Бәйт-Әлниң шимал тәрипидики, Бәйт-Әлдин Шәкәмгә чиқидиған йолниң шәриқ тәрипидики, Либонаһниң җәнуп тәрипидики Шилоһда һәр жили Пәрвәрдигарниң бир һейти болуп туриду, — деди. \v 20 Андин Исраиллар Биняминларға буйруп: — Силәр берип, \add шу йәрдики\add* үзүмзарлиқларға йошурунивелиңлар. \v 21 Күзитип туруңлар, қачаники Шилоһдики қизларниң уссул ойниғили чиққинини көрсәңлар, үзүмзарлиқлардин чиқип һәр бириңлар Шилоһниң қизлиридин бирини өзүңларға хотунлуққа елип қечиңлар, андин Биняминниң зиминиға кетиңлар. \v 22 Шундақ болидуки, әгәр уларниң атилири я ака-укилири келип бизгә пәряд көтәрсә, биз уларға: «Бизгә йүз-хатирә қилип, уларға йол қоюңлар, чүнки биз җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ; униң үстигә силәр бу қетим қизлириңларни өз ихтиярлиғиңлар билән уларға бәрмидиңлар; ихтиярән бәргән болсаңлар, гунаға тартилаттиңлар», дәймиз, — деди.\f □ \fr 21:22 \fr*\ft \+bd «...җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ»\+bd* — әслидә Биняминлардин алтә йүз киши аялсиз қалған еди. Исраиллар Ябәш-Гилеадлар билән җәң қилип қиздин төрт йүзни тапқан еди, лекин йәнила икки йүз адәм аялсиз қалди. Шуниң үчүн улар «җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ» дәйду. \+bd «силәр ... қизлириңларни өз ихтиярлиғиңлар билән уларға бәрмидиңлар; ихтиярән бәргән болсаңлар, гунаға тартилаттиңлар»\+bd* — уларниң әзлидики «һеч ким Биняминларға өз қизини бәрмисун» дегән қәсими билән, «силәр Шилоһтикиләр қизлириңларни Биняминларға ихтиярән ятлиқ қилған болсаңлар, гунакар болаттиңлар. Һазир болса, қизлириңлар булап кетилди, Шуа силәр гунакар һесапланмайсиләр» дегәндәк мәнтиқидә болған.\ft*\f* \m \v 23 Биняминлар шундақ қилип сани бойичә уссул ойнайдиған қизлардин өзлиригә хотунлуққа елип қечип, өз мирас зиминиға қайтип берип, шәһәрләрни йәнә ясап у йәрдә турди. \m \v 24 У вақитта Исраил у йәрдин айрилип, һәр бири өз қәбилилири вә җәмәтигә йенип барди, андин һәр бири өз мирас зиминиға кәтти. \m \v 25 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.\f □ \fr 21:25 \fr*\ft \+bd «...һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти»\+bd* — 17:6 вә изаһатини көрүң.\ft*\f* \x + \xo 21:25 \xo*\xt Һак. 17:6; 18:1; 19:1\xt*\x*