\id GAL \ide UTF-8 \h Галатиялиқларға \toc1 Галатиялиқларға \toc2 Галатиялиқларға \toc3 Гал. \mt1 Галатиялиқларға \c 1 \s1 Расул Павлус Галатия өлкисидики җамаәтләргә язған мәктуп •••• Саламлар \m \v 1 Мәнки Павлус, расул болған (инсанлар тәрипидин әмәс яки инсанларниң вастиси билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта тәрипидин тайинланған)\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта...»\+bd* — «өлүмдин тирилдүргүчи» — грек тилида: «өлгәнләрдин тирилдүргүчи».\ft*\f* \v 2 вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики җамаәтләргә салам. \v 3 ХудаАта вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!\x + \xo 1:3 \xo*\xt Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \v 4 У ХудаАтимизниң ирадиси бойичә бизни бу һазирқи рәзил замандин қутқузушқа Өзини гуналиримиз үчүн пида қилди;\x + \xo 1:4 \xo*\xt Мат. 20:28; Гал. 2:20; Әф. 5:2; Тит. 2:14; Ибр. 9:14.\xt*\x* \v 5 Худаға барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәткичә болғай, амин! \b \m \s1 Бирдин-бир хуш хәвәр \m \v 6 Силәр өзүңларни Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Чақирғучиниң йенидин шунчә тез жирақлаштуруп башқичә бир хил «хуш хәвәр»гә әгишип кетиватқиниңларға интайин һәйран қалмақтимән! \v 7 Әмәлийәттә у һеч қандақ башқа «хуш хәвәр» әмәстур! — пәқәтла бәзи кишиләр силәрни қаймақтуруп, Мәсиһниң хуш хәвирини бурмилимақчи болған, халас.\x + \xo 1:7 \xo*\xt Рос. 15:1.\xt*\x* \v 8 Лекин һәтта биз өзимиз болайли яки асмандин чүшкән пәриштә болсун, бириси бизниң силәргә җакалиқинимизға охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәр»ни силәргә җакалиса, бешиға ләнәт яғсун!\x + \xo 1:8 \xo*\xt 2Кор. 11:4.\xt*\x* \v 9 Биз бурун ейтқинимиздәк, һазирму мән шуни ейтимәнки, бириси силәрниң қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқа бир хуш хәвәрни җаркарлиса, бешиға ләнәт яғсун! \m \v 10 Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму? Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим. \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму?»\+bd* — хуш хәвәрни Худа Өзи бекитип әвәткән, әлвәттә. «Хуш хәвәр»ни өзгәртимән, дәп хам хиял қилғучилар «Худани ишәндүрүш»и керәк! Бирақ вәзипимиз адәмләрни хуш хәвәрни қобул қилишқа ишәндүрүштур. \+bd «Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим»\+bd* — «Мәсиһниң қули» — Йәһудийлар арисида «қул»ниң өзиниң салаһийити бар еди. Иззәтлик адәмниң қули болушниң өзи иззәтлик иш.\ft*\f* \x + \xo 1:10 \xo*\xt 1Тес. 2:4; Яқ. 4:4.\xt*\x* \v 11 Әнди, и қериндашлар, силәргә шуни уқтуримәнки, мән җакалайдиған хуш хәвәр инсанлардин кәлгән әмәс. \x + \xo 1:11 \xo*\xt 1Кор. 15:1.\xt*\x* \v 12 Чүнки мән уни инсандин қобул қилғиним йоқ яки бирәр киши уни маңа үгәткини йоқ, бәлки Әйса Мәсиһ маңа вәһий арқилиқ йәткүзгән. \x + \xo 1:12 \xo*\xt Әф. 3:3.\xt*\x* \v 13 Чүнки силәр мениң Йәһудийларниң диний йолида қандақ һаят кәчүргәнлигим тоғрилиқ — мениң Худаниң җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилип униңға бузғунчилиқ қилғанлиғимни аңлиғансиләр. \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «Йәһудийларниң диний йоли»\+bd* — грек тилида «Йәһудаизм». \+bd «әшәддий зиянкәшлик қилип...»\+bd* — яки «ташқин қизғинлиқ билән зиянкәшлик қилип...».\ft*\f* \x + \xo 1:13 \xo*\xt Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 26:9; Фил. 3:6; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 14 Һәмдә мән Йәһудийларниң диний йолида елимиздики нурғун тәңтушлиримдин хеләла алдида тураттим вә ата-бовилиримниң әнъәнилирини сақлашқа пәвқулъаддә қизғин едим. \m \v 15-16 Амма анамниң қосиғидин тартип мени Өзи үчүн айрип, меһри-шәпқити арқилиқ мени чақирған Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә, мән һеч қандақ қан-әт егиси билән мәслиһәтләшмәй, \f □ \fr 1:15-16 \fr*\ft \+bd «Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә...»\+bd* — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлликләр», йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:15-16 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; Мат. 16:17; Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 2:8; Әф. 3:8.\xt*\x* \v 17 яки Йерусалимға мәндин илгири расул болғанлар билән көрүшүшкә бармай, бәлки удул Әрәбистанға атландим. Кейин Дәмәшққә қайтип кәлдим. \v 18 Андин үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим вә униң қешида он бәш күн турдум. \f □ \fr 1:18 \fr*\ft \+bd «үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим»\+bd* — «Петрус» расул Петрус (башқа исми «Кефас»).\ft*\f* \v 19 Амма шу чағда Рәбниң иниси Яқуптин башқа расулларниң һеч қайсиси билән көрүшмидим. \f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «Рәбниң иниси Яқуп»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә барки, Әйсаниң аз дегәндә төрт иниси бар еди («Мат.» 13:55).\ft*\f* \v 20 Мана, мениң силәргә һазир язғиним Худа алдида һеч ялған әмәс! \x + \xo 1:20 \xo*\xt Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.\xt*\x* \v 21 Кейин, мән Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим. \v 22 Амма Йәһудийәдики Мәсиһдә болған җамаәтләр мени чирайимдин тонумайтти. \v 23 Улар пәқәт бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәмниң өзи шу чағда йоқатмақчи болған етиқатни һазир хуш хәвәр дәп җакалимақта, дәп аңлиған еди; \v 24 шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди.\f □ \fr 1:24 \fr*\ft \+bd «шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди»\+bd* — грек тилида «шуниңдәк улар мәндә Худани улуқлиди».\ft*\f* \b \b \m \c 2 \s1 Йерусалимда турған расулларниң Павлусни етирап қилиши \m \v 1 Йәнә буниңдин он төрт жил кейин, мән Барнабас билән Йерусалимға чиқтим; Титусниму һәмраһ қилип бардим.\f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «Йәнә буниңдин он төрт жил кейин..»\+bd* — йәни бәлким у Мәсиһгә етиқат қилғандин 14 жил кейин. \+bd «мән Барнабас билән Йерусалимға чиқтим; Титусниму һәмраһ қилип бардим»\+bd* — бизниңчә, бу «Рос.» 15:2дә тилға елинған сәпәр еди. Бәзи алимлар у зиярәтни «Рос.» 11:30 вә 12:25дә тилға елинған сәпәрни көрситиду, дәп қарайду.\ft*\f* \x + \xo 2:1 \xo*\xt Рос. 15:2.\xt*\x* \v 2 Мән бир вәһийгә бенаән шу йәргә барған едим; вә мән бекар чапмиғинимни яки бекар чапмайватқинимни җәзмләштүрүш үчүн \add Йерусалимдикиләрниң\add* алдида (әмәлийәттә пәқәт «җамаәтниң түврүклири»дәкләргә айрим һалда) әлләр арисида җакалайдиған хуш хәвәрни баян қилдим.\f □ \fr 2:2 \fr*\ft \+bd «мән бекар чапмиғинимни яки бекар чапмайватқинимни җәзмләштүрүш үчүн Йерусалимдикиләрниң алдида ... әлләр арисида җакалайдиған хуш хәвәрни баян қилдим»\+bd* — «бекар чапмиғиним» вә «бекар чепиватқиним» дегән мәнаси немә болатти? Павлус өзиниң хуш хәвәрни җакалаш хизмитини «мениң чепишим» яки «жүгүрүшүм» дәп тәсвирләйду. У мошу йәрдә башқа расуллар билән көрүшүштики мәхсити униң йәткүзгән «хуш хәвәр»ниң тоғра екәнлигини җәзмләштүрүш, шундақла уларниму униң хизмити тоғрилиқ хатирҗәм қилиш үчүн еди.\ft*\f* \x + \xo 2:2 \xo*\xt Рос. 19:21.\xt*\x* \v 3 Нәтиҗидә, һәтта маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди;\f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «Нәтиҗидә, һәтта маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди»\+bd* — «Юнанлиқ» яки «грек» — Йәни Йәһуди әмәс, шуниңдәк хәтнә қилинған киши әмәс.\ft*\f* \x + \xo 2:3 \xo*\xt Рос. 16:3; 1Кор. 9:21.\xt*\x* \v 4 \add шу чағдики «хәтнә» мәсилиси»\add* болса, бизниң Мәсиһ Әйсада муйәссәр болған һөрлүгүмизни назарәт қилиш үчүн аримизға соқунуп киривалған, бизни қуллуққа чүшүрүшмәкчи болуп, ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар түпәйлидин болған еди.\f □ \fr 2:4 \fr*\ft \+bd «шу чағдики «хәтнә мәсилиси» болса, ... ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар түпәйлидин болған еди»\+bd* — бизниңчә «хәтнә мәсилиси» (грек тилида «бу иш») жуқуриқи 3-айәттә «маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди» дейилгән иш билән бағлиқ. Демәк, әйни чағда бәзи «ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар» «шу ят әллик адәм хәтнә қобул қилмиса болмайду» дегән пикирни оттуриға қойған болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 2:4 \xo*\xt Рос. 15:24.\xt*\x* \v 5 Лекин биз хуш хәвәрниң һәқиқити силәрдин мәһрум қилинмисун дәп уларға һәтта бир саатчиму йол қойғинимиз йоқ; \v 6 лекин абройлуқ һесапланған адәмләрдин болса (мениң уларниң немә екәнлиги билән карим йоқ; Худа һеч қандақ инсанниң йүз хатирисини қилмайду!) — мошу абройлуқ \add әрбаблар\add* дәп саналғанларниң мәндики \add хуш хәвәргә\add* қошқини йоқ еди.\f □ \fr 2:6 \fr*\ft \+bd «лекин абройлуқ һесапланған адәмләр...»\+bd* — Павлус бу сәл кинайиликрәк көрүнгән гәпни ишлитиши билән башқа расулларға яки җамаәтниң ақсақаллириға һөрмәтсизлик қилмақчи әмәс, бәлки Галатиялиқларға (шундақла, бизләргә!) инсанларни Худадин жуқури қоймаслиқ керәк, дәп көрсәтмәкчи. \+bd «мошу абройлуқ әрбаблар дәп саналғанларниң мәндики хуш хәвәргә қошқини йоқ еди»\+bd* — грек тилида: «маңа һеч нәрсә қошмиди».\ft*\f* \x + \xo 2:6 \xo*\xt Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17.\xt*\x* \v 7 Дәл әксичә, хуш хәвәрни хәтнә қилинғанларға йәткүзүш вәзиписи Петрусқа тапшурулғандәк, хәтнисизләргә йәткүзүш вәзиписи маңа тапшурулған дәп тонуп йетип\f □ \fr 2:7 \fr*\ft \+bd «дәл әксичә, хуш хәвәрни хәтнә қилинғанларға йәткүзүш вәзиписи Петрусқа тапшурулғандәк, хәтнисизләргә йәткүзүш вәзиписи маңа тапшурулған дәп тонуп йетип...»\+bd* — мошу айәтләрдики «хәтнә қилинғанлар» Йәһудийларни, «хәтнисизләр» Йәһудий әмәсләрни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \v 8 (чүнки Петрусни хәтниликләргә расуллуққа Күчләндүргүчи болса, мениму әлләргә \add расул болушқа\add* күчләндүргән еди),\x + \xo 2:8 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:16; Әф. 3:8.\xt*\x* \v 9 маңа ата қилинған шу меһри-шәпқәтни тонуп йәткән «җамаәтниң түврүклири» һесапланған Яқуп, Кефас вә Юһанналар болса, силәр әлләргә бериңлар, биз хәтниликләргә барайли дәп Барнабас билән иккимизгә һәмдәмлик оң қолини беришти. \v 10 Уларниң бизгә пәқәт кәмбәғәлләрни унтумаңлар дегән бирла тәливи бар еди; мән дәл бу ишқа қизғин болуп келивататтим.\f □ \fr 2:10 \fr*\ft \+bd «Уларниң бизгә пәқәт кәмбәғәлләрни унтумаңлар дегән бирла тәливи бар еди»\+bd* — мүмкинчилиги барки, расулларниң Павлусқа «кәмбәғәлләр» тоғрилиқ болған тәливи өзлири арисидики, Йерусалим җамаитидики кәмбәғәлләрни тәкитләп көрсәтмәкчи.\ft*\f* \x + \xo 2:10 \xo*\xt Рос. 11:30; 24:17; Рим. 15:25; 1Кор. 16:1; 2Кор. 8:1; 9:1.\xt*\x* \b \m \s1 Павлусниң Антакяда Петрусни әйиплиши \m \v 11 Бирақ, кейин Петрус Антакя шәһиригә кәлгәндә, униң әйиплик екәнлиги ениқ болғачқа, мән уни йүзтуранә әйиплидим. \v 12 Чүнки Яқупниң йенидин бәзи адәмләр келиштин илгири у ят әлликләр билән һәмдәстихан болған еди; бирақ улар кәлгәндә, хәтниликләрдин қорқуп \add шу қериндашлардин\add* өзини тартти. \f □ \fr 2:12 \fr*\ft \+bd «Чүнки Яқупниң йенидин бәзи адәмләр келиштин илгири у ят әлликләр билән һәмдәстихан болған еди»\+bd* — «Яқупниң йенидин бәзи адәмләр» Йерусалимдин кәлгән Йәһудий қериндашлар еди. \+bd «бирақ улар кәлгәндә, хәтниликләрдин қорқуп шу қериндашлардин өзини тартти»\+bd* — «хәтниликләрдин қорқуп..»: — мүмкинчилиги барки, мошу кишиләр: «Йәһудий әмәсләрму хәтнә қилиниши керәк» дәп ойлиған. Умумән ейтқанда «кона әһдә» бойичә, Йәһудийларниң әслидә Йәһудий әмәсләрниң йемәкликлирини йейишигә, улар билән һәмдәстихан болушқа болмайтти.\ft*\f* \v 13 Һәтта башқа Йәһудий \add қериндашлар\add* униң бу сахтилиғиға қошулуп кәтти; һәтта Барнабасму аздурулуп уларниң сахтипәзлигигә шерик болди. \v 14 Амма мән уларниң хуш хәвәрниң һәқиқити бойичә дурус маңмиғанлиғини көрүп, һәммәйләнниң алдидила Петрусқа: «Сән Йәһудий туруп, Йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки ят әлликләрдәк яшаватисән; шундақ туруқлуқ, немишкә сән ят әлликләрни Йәһудийлардәк яшашқа зорлимақчимусән?» — дедим, \x + \xo 2:14 \xo*\xt Рос. 10:28.\xt*\x* \v 15 вә йәнә: «Биз \add иккимиз\add* туғулушимиздинла Йәһудиймиз, «гунакар дәп қаралған ят әлликләр»дин әмәсмиз, \f □ \fr 2:15 \fr*\ft \+bd «Биз иккимиз туғулушимиздинла Йәһудиймиз, «гунакар дәп қаралған ят әлликләр»дин әмәсмиз...»\+bd* — Павлусниң мошу «гунакар дәп қаралған ят әлликләр» дегән сөзлири билән Петрусқа Йәһудийларниң әнъәнивий көзқаришини яки позитисйисини әслитиду. Йәһудийлар өзлириму гунакарлар, әлвәттә!\ft*\f* \v 16 лекин инсанниң һәққаний қилинишини Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән болиду, дәп билимиз. Шуңа Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилиш билән әмәс, бәлки Мәсиһгә бағланған етиқат билән һәққаний қилинишимиз үчүн бизму Мәсиһ Әйсаға етиқат қилдуқ — чүнки һеч әт егиси Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән һәққаний қилинмайду» — дедим.\f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «лекин инсанниң һәққаний қилинишини Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән болиду, дәп билимиз»\+bd* — «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән» дегән ибарә грек тилида интайин қисқартилип: «қанундики әмәлләр билән...» яки «қанунға қаритилған әмәлләр билән» яки «қанундин чиққан әмәлләр» дәп ипадилиниду. Бу ибарә «Рим.» 3:20, 28, «Гал.» 3:2, 5, 10диму тепилиду. Инсанниң барлиқ «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири» өзиниң гунаға патқан бир гунакар екәнлигини испатлайду, халас. \+bd «инсанниң һәққаний қилиниши ...бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән...»\+bd* — яки «инсанниң һәққаний қилиниши ... бәлки Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш билән...». \+bd «Мәсиһгә бағланған етиқат билән һәққаний қилинишимиз үчүн бизму Мәсиһ Әйсаға етиқат қилдуқ»\+bd* — «бизму» — Павлус Петрусқа сөз қиливатиду, мошу сөзи билән улар иккилисиниң Йәһудийлар екәнлигини көздә тутиду.\ft*\f* \x + \xo 2:16 \xo*\xt Рос. 13:38; Рим. 3:20,28; 8:3; Гал. 3:11; Ибр. 7:18.\xt*\x* \b \m \v 17 Амма Мәсиһтә һәққаний қилинишқа издәнгинимиздә, бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму, Мәсиһ әнди гунаниң хизмитидә болғучиму?! Яқ, һәргиз! \f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «Амма Мәсиһтә һәққаний қилинишқа издәнгинимиздә, бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму, Мәсиһ әнди гунаниң хизмитидә болғучиму?! Яқ, һәргиз!»\+bd* — «бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму» — һәр адәм хуш хәвәргә ишәнсә, Худаниң ниҗатини қобул қилиши үчүн авал өзиниң гунакар екәнлигини тонуп йетиши, шундақла барлиқ гуналирини иқрар қилиши керәк, әлвәттә. Бу җәһәттә Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләр арисида һеч қандақ пәриқ йоқ.\ft*\f* \v 18 Амма мән әслидә ғулатқан нәрсиләрни қайтидин қурсам, өзүмни \add Тәврат қануниға\add* хилаплиқ қилғучи дәп испатлап көрсәткән болимән. \f □ \fr 2:18 \fr*\ft \+bd «Амма мән әслидә ғулатқан нәрсиләрни қайтидин қурсам, өзүмни Тәврат қануниға хилаплиқ қилғучи дәп испатлап көрсәткән болимән»\+bd* — «ғулатқан нәрсиләр» тоғрилиқ: — бу әсли Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилгәнликни көрситиду. Әгәр бириси өз реаллиғиға асасән: «Мениң Тәврат қануниға әмәл қилалишим қәтъий мүмкин әмәс екән» дәп шу тиришишни ташлап, Мәсиһкә етиқат қилиш йоли билән һәққанийлиққа еришсиму, лекин андин йәнә қайтидин тиришип, һәққаний болуш үчүн Тәврат қануниға әмәл қилишқа қайтидин интилсә, бәрибир өзиниң гунакарлиғини испатлап қоятти. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 19 Чүнки мән Тәврат қануни билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүм; нәтиҗидә, мән Худаға йүзлинип яшаватимән. \f □ \fr 2:19 \fr*\ft \+bd «... Чүнки мән Тәврат қануни билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүм; нәтиҗидә, мән Худаға йүзлинип яшаватимән»\+bd* — бу интайин муһим икки айәт (19-20) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. \ft*\fp «Худаға йүзлинип яшаш» — буниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду («Рим.» 6:10-11-айәтниму көрүң).\fp*\f* \x + \xo 2:19 \xo*\xt Рим. 7:4; 14:7; 2Кор. 5:15; 1Тес. 5:10; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2.\xt*\x* \v 20 Мән Мәсиһ билән биллә крестләнгәнмән, лекин мана, яшаватимән! Лекин яшаватқини мән әмәс, бәлки мәндә туруватқан Мәсиһдур. Вә мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур. \f □ \fr 2:20 \fr*\ft \+bd «мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, ... Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса... Худаниң Оғлиға болған етиқат билән». Өзимизниң тәрҗимимиз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:20 \xo*\xt Гал. 1:4; Әф. 5:2; Тит. 2:14.\xt*\x* \v 21 Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти.\f □ \fr 2:21 \fr*\ft \+bd «Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти»\+bd* — әгәр адәмләр тиришип-тирмишип Тәврат қануниға әмәл қилалиған яки қилалайдиған болса, шундақла өзини һәққаний адәм дәп испатлиса, немишкә Әйса Мәсиһ Өзини қурбанлиқ қилди? Ундақ болғанда инсанлар гуналиридин қутулуш үчүн Худаниң меһри-шәпқитигә муһтаҗ болмиған болатти; йәни, Мәсиһниң адәмни гуналиридин қутқузуп ниҗат йолини ечиш үчүн болған өлүши бекар болатти (Мәсиһниң өлүши әсли мүмкин болмайдиған иш еди; бу тарихта әң карамәт, аләмшумул әҗайип вақиә еди; чүнки У Өзи ««Һаят Өзүмдүрмән», «Тирилиш Өзүмдүрмән» дегән еди; «Һаят» Болғучи қандақму өлсун?).\ft*\f* \x + \xo 2:21 \xo*\xt Ибр. 7:11.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \s1 Тәврат қануни вә иман-етиқат \m \v 1 И әқилсиз Галатиялиқлар, көз алдиңларда Әйса Мәсиһ ениқ сүрәтләнгән, араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән, ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин аздуруп сеһирлиди?\f □ \fr 3:1 \fr*\ft \+bd «И әқилсиз Галатиялиқлар, көз алдиңларда Әйса Мәсиһ ениқ сүрәтләнгән, араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән, ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин аздуруп сеһирлиди?»\+bd* — «Әйса Мәсиһ ... араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән» дегән сөзләр тоғрилиқ икки көзқараш бар: (1) Павлус хуш хәвәрдә Әйса тоғрилиқ пакитларни шунчә ениқ йәткүзүп җакалиғачқа, аңлиғучилар «нәқ мәйданда турғандәк, өз көзи билән гувачи болғандәк» болғанлиғини яки: (2) Павлусниң кечә-күндүз өз һаяти арқилиқ Мәсиһниң крестләнгәнлигини көрсәткәнлигини көрситиду (1:16, 2:20ни көрүң). Бизниңчә иккила көзқараш тоғра.\ft*\f* \x + \xo 3:1 \xo*\xt Гал. 5:7.\xt*\x* \v 2 Мән пәқәт шунила силәрдин сорап биләйки: — Силәр Роһни Тәврат қануниға интилиш арқилиқ қобул қилдиңларму, яки \add хуш хәвәрни\add* аңлап, етиқат арқилиқ қобул қилдиңларму?\f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «силәр роһни Тәврат қануниға интилиш арқилиқ қобул қилдиңларму, яки хуш хәвәрни аңлап, етиқат арқилиқ қобул қилдиңларму?»\+bd* — «Роһ» Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду.\ft*\f* \v 3 Силәр шунчә әқилсизму? Роһқа тайинип \add һаятни\add* башлиған екәнсиләр, әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?\f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «Силәр шунчә әқилсизму? Роһқа тайинип һаятни башлиған екәнсиләр, әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?»\+bd* — «Роһқа тайинип» — грек тилида «Роһта» (Худаниң Роһида, әлвәттә). \+bd «әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?»\+bd* — «әт арқилиқ» яки «инсаний әтләр арқилиқ» — демәк, Худаниң меһри-шәпқитигә әмәс, ниҗатиға әмәс, бәлки өз күчигә, Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишларға тайиништин ибарәт.\ft*\f* \v 4 Силәр \add етиқат йолида\add* болған шунчә көп азап-оқубәтләрни бекарға тарттиңларму? Дәрвәқә бекарға кәттиғу?! \v 5 Силәргә Роһни Тәминлигүчи, араңларда мөҗизиләрни яритиватқучи бу карамәтләрни силәрниң Тәврат қануниға интилип таянғиниңлардин қиламду, яки аңлиған хәвәргә бағлиған ишәш-етиқатиңлардин қиламду?\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «силәргә Роһни Тәминлигүчи»\+bd* — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи. «Силәргә Роһни Тәминлигүчи» ХудаАтиниң Өзи.\ft*\f* \m \v 6 \add Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк\add*: «Ибраһим Худаға етиқат қилди; бу униң һәққанийлиғи һесапланди».\x + \xo 3:6 \xo*\xt Яр. 15:6; Рим. 4:3; Яқ. 2:23.\xt*\x* \v 7 Шуниң үчүн, шуни чүшинишиңлар керәкки, етиқаттин туғулғанларла Ибраһимниң һәқиқий пәрзәнтлиридур.\f □ \fr 3:7 \fr*\ft \+bd «... етиқаттин туғулғанларла Ибраһимниң һәқиқий пәрзәнтлиридур»\+bd* — грек тилида «етиқаттин болғанлар...» — демәк, Мәсиһ Әйсаға етиқат бағлап «қайтидин туғулған»лар, Ибраһимниң излирини басқанлар.\ft*\f* \v 8 Муқәддәс язмиларда Худаниң ят әлликләрни Өзигә етиқат қилиши арқилиқ уларни һәққаний қилидиғанлиғи алдин-ала көрүлүп, Худаниң Ибраһимға: «Сәндә барлиқ әл-милләтләргә бәхит ата қилиниду» дәп хуш хәвәрни алдин-ала ейтқанлиғи хатириләнгән еди.\f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «муқәддәс язмиларда Худаниң ят әлликләрни Өзигә етиқат қилиши арқилиқ уларни һәққаний қилидиғанлиғи алдин-ала көрүлүп...»\+bd* — «ят әлликләр» — Йәһудий әмәсләр. \+bd «Сәндә барлиқ әл-милләтләргә бәхит ата қилиниду»\+bd* — «Яр.» 12:3.\ft*\f* \x + \xo 3:8 \xo*\xt Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4; 49:10; Рос. 3:25.\xt*\x* \v 9 Шуниң билән, етиқаттин болғанлар етиқат қилғучи Ибраһим билән тәң бәхит тапиду. \v 10 Лекин Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр болса һәммиси ләнәткә қалиду. Чүнки \add муқәддәс язмиларда\add* мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә үзлүксиз әмәл қилмайватқан һәр бир киши ләнәткә қалиду». \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Лекин Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр болса һәммиси ләнәткә қалиду»\+bd* — «Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр» — мошу йол билән өзлирини һәққаний дәп испатлаймиз дәйдиғанлар, әлвәттә, \+bd «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә үзлүксиз әмәл қилмайватқан һәр бир киши ләнәткә қалиду»\+bd* — «Қан.» 27:26. Әлвәттә, һеч ким Тәврат қануниниң әмирлиригә «үзлүксиз әмәл қилалмайду» — шуңа һәммә киши, Йәһудий болсун, Йәһудий әмәс болсун, Мәсиһсиз болса ләнәт астида туриду.\ft*\f* \x + \xo 3:10 \xo*\xt Қан. 27:26.\xt*\x* \v 11 Йәнә рошәнки, һеч ким Худаниң алдида қанунға интилиш арқилиқ һәққаний қилинмайду; чүнки \add муқәддәс китапта йезилғинидәк\add*: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду». \f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду»\+bd* — «Һаб.» 2:4.\ft*\f* \x + \xo 3:11 \xo*\xt Һаб. 2:4; Рим. 1:17; 3:20; Гал. 2:16; Ибр. 10:38\xt*\x* \v 12 Амма қанун йоли етиқат йолиға асасланған әмәс, бәлки \add муқәддәс китапта\add*: — «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғучи шу ишлар билән һаят болиду» дейилгәндәктур. \f □ \fr 3:12 \fr*\ft \+bd «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғучи шу ишлар билән һаят болиду»\+bd* — «Лав.» 18:5. Һеч ким Тәврат қануниниң әмирлиригә әмәл қилалмайду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 3:12 \xo*\xt Лав. 18:5; Әз. 20:11; Рим. 10:5.\xt*\x* \v 13 Һалбуки, Мәсиһ бизни Тәврат қанунидики ләнәттин һөр қилиш үчүн орнимизда ләнәт болуп бәдәл төлиди. Бу һәқтә \add муқәддәс язмиларда\add*: «Яғачқа есилған һәр бир киши ләнәткә қалған һесаплансун» дәп йезилған. \f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «Һалбуки, Мәсиһ бизни Тәврат қанунидики ләнәттин һөр қилиш үчүн орнимизда ләнәт болуп бәдәл төлиди»\+bd* — грек тилида: «һөр қилиш үчүн бәдәл төләш» яки «қутулдуруп бәдәл төләш» дегән ибариләр адәттә қулларни базардин қайтидин сетивелип, һөр қилиш»ни көрситиду. \+bd «яғачқа есилған һәр бир киши ләнәткә қалған һесаплансун»\+bd* — «Қан.» 21:24.\ft*\f* \x + \xo 3:13 \xo*\xt Қан. 21:23; Рим. 8:3; 2Кор. 5:21.\xt*\x* \v 14 Шуниң билән Мәсиһ Әйса арқилиқ Ибраһимға ата қилинған бәхит ят әлликләргиму кәлтүрүлүп, биз вәдә қилинған Роһни етиқат арқилиқ қобул қилалаймиз. \b \m \s1 Тәврат қануни вә Худаниң вәдиси \m \v 15 Қериндашлар, мән инсанларчә сөзләймән; һәтта инсанлар арисида өз ара әһдә түзүлсиму, башқа һеч ким уни йоққа чиқириветәлмәйду яки униңға бирәр нәрсә қошалмайду. \f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «мән инсанларчә сөзләймән»\+bd* — мошу ибарә бәлким «инсанларниң күндилик турмушидин бир мисал көрситәй», дегини болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 3:15 \xo*\xt Ибр. 9:17.\xt*\x* \v 16 Шуниңдәк, \add Худаниң әһдисидики\add* вәдиләр Ибраһим вә униң нәслигә ейтилған. \add Муқәддәс китапта\add* У: «вә сениң нәсиллириңгә», (йәни, көп кишиләргә) демәйду, бәлки «сениң нәслиңгә», (йәни ялғуз бир кишигила), дәйду — бу «нәсил» Мәсиһдур. \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «Шуниңдәк, Худаниң әһдисидики вәдиләр Ибраһим вә униң нәслигә ейтилған. Муқәддәс Китапта У: «вә сениң нәсиллириңгә», (йәни, көп кишиләргә) демәйду, бәлки «сениң нәслиңгә», (йәни ялғуз бир кишигила), дәйду — бу «нәсил» Мәсиһдур»\+bd* — бу вәдә Тәврат, «Яр.» 12:7 вә 13:15, 17:7, 24:7дә тепилиду. Демисәкму, Мәсиһ Йәһудийлардин болуп, у Ибраһимниң нәсли, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 3:16 \xo*\xt Гал. 3:8.\xt*\x* \v 17 Мән шуни демәкчимәнки, Худаниң Мәсиһкә алдин түзгән бир әһдисини төрт йүз оттуз жилдин кейин чүшүрүлгән Тәврат қануни әмәлдин қалдуралмайду, Худаниң бу вәдисини һеч бекар қилалмайду. \f □ \fr 3:17 \fr*\ft \+bd «Худаниң Мәсиһкә алдин түзгән бир әһдиси»\+bd* — «Мәсиһкә» — демәк, Мәсиһ «Ибраһимниң нәсли»ниң сүпитидә болуп әһдә шу чағда Униңға түзгән. \ft*\fp бәзи кона көчүрмиләрдә «Мәсиһкә» дегән сөз тепилмайду.\fp*\f* \x + \xo 3:17 \xo*\xt Яр. 15:13; Мис. 12:40; Рос. 7:6.\xt*\x* \v 18 Чүнки \add вәдә қилинған\add* мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған.\f □ \fr 3:18 \fr*\ft \+bd «Чүнки вәдә қилинған мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған»\+bd* — «вәдә қилинған мирас» Ибраһимға вәдә қилинған көп тәрәплик бәхитни көздә тутиду.\ft*\f* \x + \xo 3:18 \xo*\xt Рим. 4:14.\xt*\x* \m \v 19 Ундақта, Тәврат қанунини чүшүрүштики мәхсәт немә? У болса, инсанларниң итаәтсизликлири түпәйлидин, Худаниң мираси вәдә Қилинғучи, йәни Ибраһимниң нәсли дунияға кәлгичә қошумчә қилип берилгән; у пәриштиләр арқилиқ бир васитичиниң қоли билән бекитилип йолға қоюлған. \f □ \fr 3:19 \fr*\ft \+bd «Тәврат қанунини чүшүрүштики мәхсәт немә?... у пәриштиләр арқилиқ бир васитичиниң қоли билән бекитилип йолға қоюлған»\+bd* — «бир васитичи» шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрни көрситиду. \ft*\fp Бу муһим 19-айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Тәврат қануни... инсанларниң итаәтсизликлири түпәйлидин» — бу сөзниң көп җәһәтлири бар — «қошумчә сөз»имиздә у тоғрилиқ тохтилимиз.\fp*\f* \x + \xo 3:19 \xo*\xt Қан. 5:5; Юһ. 1:17; 15:22; Рос. 7:38,53; Рим. 4:15; 5:20; 7:8.\xt*\x* \v 20 Амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур. \f □ \fr 3:20 \fr*\ft \+bd «амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур»\+bd* — бу айәткә берилгән бир нәччә шәрһ бар. Мәнаси бәлким: «Икки адәм келишим түзгәндә, бир васитичи болуш керәк. Лекин, Худа Өз әһдисини Ибраһимға бәргәндә, уни васитичисиз бәргән, у сап Худаниң қолидин кәлгән; шуңа бу әһдә бәрибир Тәврат қанунидин үстүн туриду» дегәндәк болиду. «Қошумчә сөз»имиздә уму тоғрилиқ тохтилимиз.\ft*\f* \v 21 Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдилиригә зитму? Яқ, һәргиз! Әгәр бирәр қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, ундақта һәққанийлиқ җәзмән шу қанунға асасланған болатти. \v 22 Һалбуки, муқәддәс язмилар пүткүл аләмни гунаниң илкигә қамап қойған; буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһниң садақәт-етиқати арқилиқ вәдиниң етиқат қилғучиларға берилиши үчүндур. \x + \xo 3:22 \xo*\xt Рим. 3:9; 11:32.\xt*\x* \v 23 Лекин етиқат йоли келип ашкарә болғичә, биз Тәврат қануни тәрипидин қоғдилип, ашкарә болидиған етиқатни күтүшкә қамап қоюлған едуқ. \v 24 Шу тәриқидә, бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп, бизни Мәсиһкә йетәклиди. \f □ \fr 3:24 \fr*\ft \+bd «бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп,..»\+bd* — «тәрбийилигүчи» грек тилида «педагог» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 3:24 \xo*\xt Мат. 5:17; Рос. 13:38; Рим. 10:4.\xt*\x* \v 25 Лекин етиқат йоли ашкарә болуп, биз әнди йәнә «тәрбийилигүчи»ниң назаритидә әмәсмиз. \v 26 Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар. \f □ \fr 3:26 \fr*\ft \+bd «... Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар»\+bd* — бу муһим 23-26-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә, жуқуриқи 3:19-айәт үстидә тохталғинимизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:26 \xo*\xt Йәш. 56:5; Юһ. 1:12; Рим. 8:15; Гал. 4:5.\xt*\x* \v 27 Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар. \f □ \fr 3:27 \fr*\ft \+bd «Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар»\+bd* — демәк, Мәсиһгә етиқат қилип суға чөмүлдүрүлүп, Униңға бағланған болсақ, Униң тәбиитигә егиләләймиз, шуниң билән «Мәсиһгә мәнсуп адәм» бизниң асасий салаһийитимиз болиду.\ft*\f* \x + \xo 3:27 \xo*\xt Рим. 6:3.\xt*\x* \v 28 Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду, нә қул болмайду нә һөр болмайду, нә әр болмайду нә аял болмайду, һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр. \f □ \fr 3:28 \fr*\ft \+bd «Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду... һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр»\+bd* — «Грек» дегән сөз мошу йәрдә «Йәһудий әмәс», «ят әлликләр»ни билдүрүлиду.\ft*\f* \x + \xo 3:28 \xo*\xt Юһ. 17:21.\xt*\x* \v 29 Силәр Мәсиһкә мәнсуп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң нәсли болисиләр вә униңға вәдә қилинған \add бәхит-саадәткә\add* мирасхордурсиләр.\x + \xo 3:29 \xo*\xt Яр. 21:12; Рим. 9:7; Ибр. 11:18.\xt*\x* \b \b \m \c 4 \s1 (Давами) \m \v 1-2 Йәнә шуни ейтимәнки: Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду.\f □ \fr 4:1-2 \fr*\ft \+bd «... Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду»\+bd* — «ғоҗидар» дегән сөзниң мәнаси жуқуриқи «тәрбийилигүчи» дегән сөзгә йеқин.\ft*\f* \v 3 Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» астида қул болған едуқ.\f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр»\+bd* — бәзи алимлар мошу сөзни яман роһларни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Колоссиликләргә»дики «Кол.» 2:8, 20 тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә биз башқичә чүшәндүримиз.\ft*\f* \v 4 Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини \add бу дунияға\add* әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди.\f □ \fr 4:4 \fr*\ft \+bd «Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди»\+bd* — «Тәврат қануни астида туғулған еди» дегән ибарә «Әйса Мәсиһ Тәврат қануниға бойсунуп яшиған» дегән мәнини өз ичигә алиду.\ft*\f* \x + \xo 4:4 \xo*\xt Яр. 15:16; 49:10; Дан. 9:24; Мат. 5:17.\xt*\x* \v 5 Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануни астида яшиған \add бизләрни\add* бәдәл төләп һөрлүккә чиқирип, бизниң оғуллуққа қобул қилинишимиз үчүндур.\x + \xo 4:5 \xo*\xt Юһ. 1:12; Гал. 3:26.\xt*\x* \v 6 Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди.\f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди»\+bd* — ибраний тилида «Абба» «дадам»ни билдүриду, «Абба! Атам!» «И сөйүмлүк атам!» дегән гәп.\ft*\f* \x + \xo 4:6 \xo*\xt Рим. 8:15.\xt*\x* \v 7 Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр; оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр.\f □ \fr 4:7 \fr*\ft \+bd «Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр»\+bd* — грек тилида бу айәттики «силәр» «сән» дәп ипадилиниду. \+bd «оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр»\+bd* — «Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр» бәзи кона көчүрмиләрдә: «Мәсиһ арқилиқ Худаниң Өзигә мирасхор болисиләр» дейилиду.\ft*\f* \b \m \s1 Павлусниң Галатиялиқлардин әндишә қилиши \m \v 8 Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр.\f □ \fr 4:8 \fr*\ft \+bd «Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр»\+bd* — «ялған илаһлар» грек тилида «әйнийити илаһ әмәсләр» билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 4:8 \xo*\xt 1Кор. 8:4.\xt*\x* \v 9 Әндиликтә, һазир \add һәқиқий\add* Худани тонуған екәнсиләр, — яки ениқрақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонулған екәнсиләр, әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр? Уларниң қуллуғиға яңливаштин қайтишни халамсиләр? \f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр?»\+bd* — «әрзимәс артуқчә» — Грек тилида «тиләмчиликкә аит» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 4:9 \xo*\xt Кол. 2:20.\xt*\x* \v 10 Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар! \f □ \fr 4:10 \fr*\ft \+bd «Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар!»\+bd* — мошу айәттики «күн, ай, пәсил вә жиллар» болса бәлким Тәврат қанунида Йәһудийлар үчүн бекитилгән һейтларни һәм Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә өткүзидиған һейтларниму көрситиду. Мәйли Йәһудийларниңки болсун болмисун, принсип охшаш, етиқатчилар үчүн һеч қандақ алаһидә күн-һейтларни хатириләшниң һаҗити йоқ.\ft*\f* \x + \xo 4:10 \xo*\xt Рим. 14:5; Кол. 2:16.\xt*\x* \v 11 Мән илгири силәргә сиңдүргән әҗрим бекар кетәрмекин, дәп силәр үчүн әнсирәватимән. \m \v 12 Қериндашлар, мән шуни силәрдин өтүнимәнки, маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум. Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар. \f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «Қериндашлар, ... маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум»\+bd* — Павлус өзи Йәһудий болсиму, Тәврат қануниниң (һәққанийлиққа аит тәләплиридин башқа) барлиқ әмирлиридин (Мәсиһниң ниҗати билән) азат болуп Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшиған; шуңа у Галатиялиқлардин: «Маңа охшаш болуңлар» дәп өтүниду; «чүнки мән силәргә охшаш болдум» — демәк, у Йәһудий әмәсләрдәк (Галатиялиқлардәк) Тәврат қануниниң тәләплиридин мустәсна болди. Лекин Галатиялиқлар Йәһудийлардәк болимиз дәп өзлирини Тәврат қануниниң барлиқ тәләплири астиға қоймақчи еди! \+bd «Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар»\+bd* — демәк, Павлус уларға һазирла ейтқан қаттиқ гепини уларниң өзигә қандақтур бир зиян яки азар йәткүзгәнлиги түпәйлидин ейтқан әмәс, дәйду (5-15-айәтләрдә у уларниң әслидә өзигә көрсәткән чоңқур муһәббитини әсләйду), бәлки уларни көзләп: «силәр өз-өзлириңларға азар бериватисиләр» дәп агаһ бериш үчүн ейтиду.\ft*\f* \v 13 Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим. \f □ \fr 4:13 \fr*\ft \+bd «Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим»\+bd* — «әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин» — бу сөздин қариғанда, Павлус бәлким кесәл сәвәвидин Галатияда дәм елишқа мәҗбур болған еди. Мүмкинчилиги барки, бу кесәл униң көзлири билән бағлиқ болуп, униң чирайини интайин сәт қияпәткә киргүзүп қойған еди (14-айәт). 14-15-айәт, 6:11 вә «2Кор.» 12:7-10ниму көрүң. Павлус адәттә хәтлирини пүтүкчи арқилиқ язатти (мәсилән, «Рим.» 16:22).\ft*\f* \v 14 У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар. \f □ \fr 4:14 \fr*\ft \+bd «У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар»\+bd* — Павлусниң бу көз кесили йәнә бир тәрәптин қийинчилиқ елип кәлди — У хуш хәвәрниң йолида көп адәмләрниң кесәллирини дуа қилип сақайтти; уларниң сақайтилиши арқилиқ көп адәмләр хуш хәвәргә ишәнди. Лекин униң өзидә кесәл болғачқа, бу иш уни башқиларниң алдида мазаққа қалдуруш еһтималлиғи боламду, қандақ?\ft*\f* \x + \xo 4:14 \xo*\xt Мал. 2:7; Мат. 10:40; Юһ. 13:20.\xt*\x* \v 15 У чағдики бәхит-бәрикитиңлар әнди нәгә кәтти?! Мән силәргә гувачи болуп ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар! \v 16 Әндиликтә, силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму? \m \v 17 \add Мән ейтип өткән\add* һелиқи адәмләр силәргә қизғинлиқ көрситиду, амма нийити дурус әмәс; улар пәқәт силәрни \add ниҗатниң\add* сиртиға чиқирип, қизғинлиғиңларни өзлиригә қаритивалмақчи. \f □ \fr 4:17 \fr*\ft \+bd «улар пәқәт силәрни ниҗатниң сиртиға чиқирип...»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «улар пәқәт силәрни биздин айрилип ниҗатниң сиртиға чиқирип» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 4:17 \xo*\xt Рим. 10:2; 2Кор. 11:12.\xt*\x* \v 18 Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә.\f □ \fr 4:18 \fr*\ft \+bd «Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә нийити яхши қизғинлиғи бар адәмләр бар болса, дайим яхши болиду, әлвәттә».\ft*\f* \m \v 19 Сөйүмлүк балилирим! Мәсиһ силәрдә төрәлдүрүлгичә мән силәр үчүн толғақ азаплирини йәнә бир қетим тартиватимән! \x + \xo 4:19 \xo*\xt 1Кор. 4:15; Флм. 10; Яқ. 1:18.\xt*\x* \v 20 Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду; чүнки бу әһвалиңлар тоғрилиқ немә қилишни задила билмәйватимән!\f □ \fr 4:20 \fr*\ft \+bd «Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду»\+bd* — «башқичә бир тәләппуз билән...» — Павлус техиму қаттиқ тәләппуздиму, яки мулайимрақ тәләппуздиму, уларға зади «қандақ тәләппуз»да сөзләш керәклигини билмәйтти.\ft*\f* \b \m \s1 «Қул дедәк» Һәҗәр билән «һөр аял» Сараһ тоғрисидики тәмсилдин тәрбийә-савақ елиш \m \v 21 И Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиғанлар, силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратниң өзидә немә дейилгәнлигигә қулақ салмамсиләр? \v 22 Тәвратта, Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин, йәнә бири һөр аялидин болған, дәп хатириләнгән. \f □ \fr 4:22 \fr*\ft \+bd «Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин...»\+bd* — дедәк (қул аял) — йәни Һәҗәр. \+bd «йәнә бири һөр аялидин болған..»\+bd* — өз һөр аяли Сараһ еди.\ft*\f* \x + \xo 4:22 \xo*\xt Яр. 16:2,15; 21:2; Рос. 7:8; Ибр. 11:11.\xt*\x* \v 23 Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур. \f □ \fr 4:23 \fr*\ft \+bd «Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған»\+bd* — «әт билән» дегән ибарә «инсанниң әтлиригә тайиниш»ни билдүриду. Һәҗәрниң оғли Исмаил пәқәт инсанларниң ой-пикри, инсаний күчи билән туғулған. \+bd «дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур»\+bd* — бу пүтүн айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 4:23 \xo*\xt Юһ. 8:39; Рим. 9:7.\xt*\x* \v 24 Бу икки ишни бир охшитиш дегили болиду. Бу икки аял \add Худаниң инсанлар билән\add* түзгән икки әһдисиниң вәкилидур. Биринчи әһдә Синай \add теғидин\add* келип, дәрһәқиқәт балилирини қуллуқта болушқа туғиду; мана Һәҗәр униңға вәкилдур; \v 25 демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта. \f □ \fr 4:25 \fr*\ft \+bd «демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта»\+bd* — «қуллуқта» дегән сөз роһий қуллуқта, йәни Тәврат қануниниң қуллуғида. «Бүгүнки Йерусалим вә униң балилири» Йәһудий хәлқи, шундақла Тәврат қануниға әмәл қилишқа тиришқанлирим билән һәққаний адәм болай дегән һәммә адәмни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 4:25 \xo*\xt Мис. 19; 20.\xt*\x* \v 26 Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур; \f □ \fr 4:26 \fr*\ft \+bd «Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур...»\+bd* — башқичә ейтқанда, Ибраһимниң өз аяли Сараһ болса һөр аял болғачқа, әрштики Йерусалимға, шундақла йеңи әһдидә яшиған җамаәткә вәкиллик қилиду. Шуңа, «әрштики Йерусалим»ни бизниң анимиз, дейишкә болиду.\ft*\f* \x + \xo 4:26 \xo*\xt Вәһ. 21:2.\xt*\x* \v 27 Чүнки, \add муқәддәс язмиларда\add* мундақ йезилған: — \m «Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! \m Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған! \m — Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!» \f □ \fr 4:27 \fr*\ft \+bd «Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған! — чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!»\+bd* — Йәш.» 54:1.\ft*\f* \x + \xo 4:27 \xo*\xt Йәш. 54:1\xt*\x* \m \v 28 Әнди и қериндашлар, Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз. \f □ \fr 4:28 \fr*\ft \+bd «... Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз»\+bd* — бәзи кона көчүрмилиридә «... Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк силәрму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрсиләр» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 4:28 \xo*\xt Рим. 9:7, 8.\xt*\x* \v 29 Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду. \f □ \fr 4:29 \fr*\ft \+bd «Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду»\+bd* — «әтләрдин туғулған» бала — Исмаилни, шундақла у символ қилинған «Тәврат қануниға қул болғанлар»ни көрситиду. «Роһтин туғулған» — Худаниң вәдиси вә мөҗизиси арқилиқ, йәни Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән туғулған Исһақни, шундақла у символ қилинған Әйса Мәсиһкә етиқат қилғучи, Муқәддәс Роһтин «қайтидин туғулған» Худаниң роһий пәрзәнтлирини көрситиду. Әслидә Исмаил Исһаққа зиянкәшлик қилғинидәк, Йәһудий хәлиқ Мәсиһгә ишәнгәнләргә зиянкәшлик қилатти вә бүгүнгә қәдәр һәр түрлүк «қанунға таянғанлар»му охшашла «Худаниң роһиға таянғанлар»ға зиянкәшлик қилиду.\ft*\f* \x + \xo 4:29 \xo*\xt Яр. 21:9.\xt*\x* \v 30 Лекин муқәддәс язмиларда немә дейилгән? Униңда: «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!» дәп пүтүлгән. \f □ \fr 4:30 \fr*\ft \+bd «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!»\+bd* — «Яр.» 21:10. Мошу (21-31) айәтләргә «қошумчә сөз»имиздә шәрһ беримиз.\ft*\f* \x + \xo 4:30 \xo*\xt Яр. 21:10.\xt*\x* \v 31 Әнди, қериндашлар, биз дедәкниң әмәс, бәлки һөр аялниң пәрзәнтлиридурмиз. Мәсиһ бизни һөрлүктә яшисун дәп һөр қилди. Шуниң билән униңда тапан тирәп туруңлар вә қуллуқниң боюнтуруғиға қайтидин қисилип қалмаңлар. \b \b \m \c 5 \s1 Етиқатчиларниң әркинлиги \m \v 1-2 Мана, мәнки Павлус силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду.\f □ \fr 5:1-2 \fr*\ft \+bd «... Әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду»\+bd* — Галатиялиқларниң хәтнини қобул қилиштики мәхсити «мошу арқилиқ һәққанийлиққа еришимән» дегәнликтур; улар Мәсиһниң гуналар үчүн болған қурбанлиғиға таянмайла, пәқәт йәнә өзиниң тиришчанлиғи билән «саваблиқ ишлар»ни бәрпа қилмақчи болуп «өз-өзүмгә тайинип гуналиримни жуюп һәққаний адәм болимән» дегәнләрдин ибарәт еди.\ft*\f* \x + \xo 5:1-2 \xo*\xt Йәш. 9:3; Юһ. 8:32; Рим. 6:18; 1Пет. 2:16; Рос. 15:1.\xt*\x* \v 3 Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә \add толуқ әмәл қилиш\add* мәҗбурийити бардур.\f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә (толуқ әмәл қилиш) мәҗбурийити бардур»\+bd* — мошу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 4 Әй Тәврат қануни арқилиқ өзүмни һәққаний адәм қилай дегәнләр, һәр бириңлар Мәсиһдин айрилип, мәһрум болуп, \add Худаниң\add* шапаитидин чиқип, жиқилип униңдин қалдиңлар. \v 5 Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз.\f □ \fr 5:5 \fr*\ft \+bd «Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз»\+bd* — «Роһ» Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни» — грек тилида «һәққанийлиқниң үмүти» дәп ипадилиниду. Мәнаси: (1) кимдә Мәсиһ арқилиқ һәққанийлиқ бар болса униң әрштики бәхиткә бағлиған зор үмүтүму бар болиду; (2) биздә Мәсиһ арқилиқ һазир бар болған һәққанийлиқ Униң қайтип келиши билән толуқ, мукәммәл болиду, дәйдиған үмүтму бардур. Бизниңчә, бу һәр икки үмүт көрситилиду.\ft*\f* \v 6 Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур.\f □ \fr 5:6 \fr*\ft \+bd «Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур»\+bd* — «муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқат»: — етиқат муһәббәт арқилиқ гөзәл ишларни қилиду һәм муһәббәтниң өзи етиқатқа гөзәл ишларни қилишқа түрткә болуп илһамландуриду.\ft*\f* \x + \xo 5:6 \xo*\xt Мат. 12:50; Юһ. 15:14; 1Кор. 7:19; 2Кор. 5:17; Гал. 6:15; Кол. 3:11; 1Тес. 1:3.\xt*\x* \v 7 Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар; бирақ ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин тосувалди?\f □ \fr 5:7 \fr*\ft \+bd «Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар»\+bd* — етиқат йолида, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 5:7 \xo*\xt Гал. 3:1.\xt*\x* \v 8 Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс!\f □ \fr 5:8 \fr*\ft \+bd «Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс!»\+bd* — «қайил қилиш»ниң мәнаси жуқуриқи «итаәт» дегән сөзниң мәнасигә йеқин болуп, кинайилик мәнини тәкитләйду — демәк, мошундақ «итаәт» боламду?\ft*\f* \v 9 «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!»\f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!»\+bd* — демәк, кичиккинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдурғинидәк, бир адәмниң «азрақ хата» тәлимиму нурғун адәмни аздуриду. Башқичә ейтқанда «хәтнә қилиш» «кичиккинә бир иш» болсиму, Галатиялиқларниң уни «мошу иш билән һәққаний (яки «техиму һәққаний») адәм болимән» дәп қобул қилиши өзлирини Худаниң ниҗатидин чиқирип айриветәтти.\ft*\f* \x + \xo 5:9 \xo*\xt 1Кор. 5:6.\xt*\x* \m \v 10 Өзүм Рәбгә қарап қайил болдумки, силәрму бу ишта һеч башқичә ойда болмайсиләр. Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду. \f □ \fr 5:10 \fr*\ft \+bd «Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду»\+bd* — Худа тәрипидин, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 5:10 \xo*\xt 2Кор. 2:3; 8:22.\xt*\x* \v 11 Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн \add Йәһудийлардин\add* зиянкәшликкә учрап келимән? Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти! \f □ \fr 5:11 \fr*\ft \+bd «Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн Йәһудийлардин зиянкәшликкә учрап келимән?»\+bd* — Галатиядики җамаәтни «қаймуқтуруватқан»лар болса бәлким: «Павлус, сүннәт қилиниш керәк дәйду», дәп ялғанчилиқ қилған болса керәк. Павлусниң бу соали билән уларниң ялған сөзигә җавап бериду — Мана, мән шундақ хәвәрни йәткүзгән болсам, Йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учрап кәтмәйттим, дәйду. \+bd «Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти!»\+bd* — «крест бизарлиғи» тоғрилиқ: — «крест» өзи Рим империйәсидики әң жиркиничлик өлүм җаза тәдбири еди! Лекин Худа Әйсаниң дәл шундақ өлүми арқилиқ адәмни қутқузмақчи! Мана «крест бизарлиғи»дур! Униң үстигә, «хәтнә қилиниш яки Тәврат қануниға әмәл қилишқа тиришишлар адәмни гуналиридин қутқузмайду, ниҗат-қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң кресттики қурбанлиғидинла келиду» дегән хәвәр көп адәмләрни (пәқәт Йәһудийларнила әмәс!) рәнҗитиду яки уларниң ғәзивини қозғайду. Мана буму «крест бизарлиғи»дур. Хуш хәвәр йәткүзүштә «крест бизарлиғи» һәрдайим болиду; ундақ иш кам болса йәткүзгән «хуш хәвәр» әнди «хуш хәвәр» болмайду!\ft*\f* \x + \xo 5:11 \xo*\xt 1Кор. 1:23.\xt*\x* \v 12 Силәрни қутритиватқан бу адәмләр өзлирини ахта қиливәтсун дәймән!\x + \xo 5:12 \xo*\xt Йә. 7:25.\xt*\x* \v 13 Чүнки қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар. Лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар, бәлки меһир-муһәббәт билән бир-бириңларниң қуллуғида болуңлар. \f □ \fr 5:13 \fr*\ft \+bd «лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар»\+bd* — «әт» яки «әтләр» асасән инсанниң өз шәхсийәтчи тәбиитини көрситиду. Буниң тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 5:13 \xo*\xt 1Кор. 8:9; 1Пет. 2:16; Йәһ. 4.\xt*\x* \v 14 Чүнки пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду. \f □ \fr 5:14 \fr*\ft \+bd «... пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду»\+bd* — «әмәл қилиниду» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «жиғинчақланғандур» («Лав.» 19:18).\ft*\f* \x + \xo 5:14 \xo*\xt Лав. 19:18; Мат. 22:39; Мар. 12:31; Рим. 13:8; Яқ. 2:8.\xt*\x* \v 15 Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип ялмап жүрүп, бир-бириңлардин жутулуп кәтмәңлар йәнә!\x + \xo 5:15 \xo*\xt 2Кор. 12:20.\xt*\x* \b \m \s1 Роһ вә «әт» \m \v 16 Амма шуни дәймәнки — \add Муқәддәс\add* Роһта меңиңлар, вә шу чағда силәр әтләрниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайсиләр. \f □ \fr 5:16 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс Роһта меңиңлар»\+bd* — демәк, «Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә һәм Униң күч-қудритидә меңиңлар». Бу ибарә тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 5:16 \xo*\xt Рим. 13:14; 1Пет. 2:11.\xt*\x* \v 17 Чүнки әт Роһқа зит болған ишларни арзу қилиду, вә Роһ әткә зит болған ишларни арзу қилиду. Улар иккиси бир-биригә қаримуқаршидур; нәтиҗидә, өзүңлар арзу қилған ишларни қилалмайсиләр. \x + \xo 5:17 \xo*\xt Рим. 7:15-26.\xt*\x* \v 18 Вәһаләнки, силәр Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмайсиләр. \v 19 Әнди әтниң әмәллири рошәнки — зинахорлуқ, бузуқлуқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, \x + \xo 5:19 \xo*\xt 1Кор. 3:3; Яқ. 3:14.\xt*\x* \v 20 бутпәрәслик, сеһиргәрлик, өчмәнликләр, җедәлләр, қизғанчуқлуқлар, ғәзәпләр, риқабәтлишишләр, бөлгүнчиликләр, гуруһвазлиқлар, \v 21 һәсәтхорлуқлар, қатиллиқлар, һарақкәшликләр, әйш-ишрәтләр қатарлиқ ишлардур; бу ишлар тоғрилиқ бурунқи ейтқинимдәк һазир йәнә бир қетим агаһландуримәнки, бундақ ишларни қилғучилар Худаниң падишалиғиға мираслиқ қилмайду. \x + \xo 5:21 \xo*\xt 1Кор. 6:10; Әф. 5:5; Кол. 3:6; Вәһ. 22:15.\xt*\x* \v 22 Вәһаләнки, Роһниң мевиси болса меһир-муһәббәт, шат-хурамлиқ, хатирҗәмлик, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, ишәш-садиқлиқ, \f □ \fr 5:22 \fr*\ft \+bd «Роһниң мевиси болса...»\+bd* — «Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи. \ft*\fp «Роһниң мевиси» — башқичә ейтқанда, «Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаштин беридиған мевә».\fp*\f* \x + \xo 5:22 \xo*\xt Әф. 5:9.\xt*\x* \v 23 мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт. Мошундақ ишларни тосидиған һеч қандақ қанун йоқтур. \f □ \fr 5:23 \fr*\ft \+bd «... мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт»\+bd* — Инҗилда «мөмин-мулайимлиқ» яки «юваш-мулайимлиқ»ниң алаһидилиги бар, у болсиму қорқунучтин күчлүкләргә йол қойидиған аҗизлиқ әмәс, бәлки Худаниң йолида талаш-тартишлардин қол үзүш, Худаниң һәммә ишлиримизни зораванлиқсиз, җедәлсиз тоғра орунлаштурушиға иман бағлаштур; мошундақ позитсийә мулайим, ювашлиқ билән ипадилиниду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 5:23 \xo*\xt 1Тим. 1:9.\xt*\x* \v 24 Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду. \f □ \fr 5:24 \fr*\ft \+bd «Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду»\+bd* — «униңдики (әтләрниң) ишқлар...» яки «униңдики һессиятлар...».\ft*\f* \x + \xo 5:24 \xo*\xt Рим. 6:6; 13:14; Гал. 2:20; 1Пет. 2:11.\xt*\x* \v 25 Роһта яшаватқан болсақ, Роһқа әгишип маңайли. \v 26 Бир-биримизни рәнҗитип, бир-биримизгә һәсәт қилип, һакавур шөһрәтпәрәсләрдин болмайли. \b \b \m \c 6 \s1 Бир-бириңларниң хизмитидә болуңлар \m \v 1 Қериндашлар, араңлардин бирисиниң һазирму бир гуна-сәһвәнлик садир қиливатқанлиғи байқалған болса, араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта, өзүңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиңлар.\f □ \fr 6:1 \fr*\ft \+bd «... араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар»\+bd* — «роһий кишиләр» яки «роһқа тәвә болғанлар» болса дайим Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңған кишиләрни көрситиду. «Коринтлиқларға (1)»дики «кириш сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 6:1 \xo*\xt Рим. 14:1; 15:1; 1Кор. 9:22.\xt*\x* \v 2 Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.\x + \xo 6:2 \xo*\xt Мат. 11:29; Юһ. 13:14; Рим. 15:1; 1Тес. 5:14.\xt*\x* \v 3 Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас.\f □ \fr 6:3 \fr*\ft \+bd «Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас»\+bd* — 2-айәткә қариғанда, Павлусниң бу сөзи һаҗәтмәнләргә яки муһтаҗ болғанларға ярдәм қолини һеч узартмайдиған адәмләрни көздә тутуп ейтилған.\ft*\f* \v 4 Лекин һәр ким өз әмәлийитигә қарап тәкшүрүп бақсун; шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки өз әмәллиридинла пәхирләнгидәк иш болса, пәхирләнсә болиду.\f □ \fr 6:4 \fr*\ft \+bd «шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки...»\+bd* — яки «шуниң билән өзини башқилар билән селиштурмайла, ...».\ft*\f* \v 5 Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк.\f □ \fr 6:5 \fr*\ft \+bd «Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк»\+bd* — демәк, һәр адәм өзиниң ишиға өзи мәсъул болуши керәк.\ft*\f* \x + \xo 6:5 \xo*\xt Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Вәһ. 2:23; 22:12.\xt*\x* \v 6 Худаниң сөз-каламидин тәлим алғучи өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләрдин ортақ бәһримән қилсун.\x + \xo 6:6 \xo*\xt Рим. 15:27; 1Кор. 9:11.\xt*\x* \v 7 Өз-өзүңларни алдимаңлар — Худани алдап ахмақ қилғили болмайду; чүнки ким немә териса, шуни алиду.\x + \xo 6:7 \xo*\xt Луқа 16:25; 1Кор. 6:10.\xt*\x* \v 8 Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши өз әтлиридин чириклик һосулини алиду. Лекин Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса Роһтин мәңгүлүк һаят алиду.\f □ \fr 6:8 \fr*\ft \+bd «Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши»\+bd* — грек тилида «өз әтлиригә уруқ чачқан киши». \+bd «өз әтлиридин чириклик һосулини алиду»\+bd* — яки «өз әтлиридин һалакәтни алиду».\ft*\f* \v 9 Шуңа, яхши ишларни қилиштин һармайли. Униңға еринмисәк вақти-саити тошқанда чоқум һосул алалаймиз. \x + \xo 6:9 \xo*\xt 2Тес. 3:13.\xt*\x* \v 10 Шу сәвәптин, биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли.\f □ \fr 6:10 \fr*\ft \+bd «биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли»\+bd* — «етиқаттики аилә» болса дуниядики барлиқ етиқатчилар, Худаниң аилисини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 6:10 \xo*\xt 1Тим. 5:8.\xt*\x* \b \m \s1 Ахирқи агаһландуруш вә салам \m \v 11 Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар! \f □ \fr 6:11 \fr*\ft \+bd «Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар!»\+bd* — немишкә Павлус буни язиду? Жуқириқи 4:15-айәт үстидики изаһатта ейтқинимиздәк, Павлус адәттә пүтүкчи арқилиқ хәтлирини язған (мәсилән, «Рим.» 16:22). Бизниңчә сәвәви униңда бир хил көз кесили бар еди. Шуниң билән: — (1) Павлус бу хәтни йезиш җиддий болғачқа, йенида мувапиқ пүтүкчи болмиғанлиқтин өз қоли билән хәтни йезишқа мәҗбур болған; (2) хәтни һәқиқәтән өзидин кәлгәнлигини испатлаш үчүн аз дегәндиму ахирқи айәтләрни өз қоли билән язди. Чүнки шу чағда «сахта расуллар» көп еди, һәтта Павлусниң нами билән сахта хәтләрни язғанлар бар еди (2Тес.» 2:2ни көрүң). \ft*\fp Өз пикримизчә, Павлус бу пүтүн хәтни өз қоли билән язған.\fp*\f* \v 12 Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас; уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас. \f □ \fr 6:12 \fr*\ft \+bd «Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас»\+bd* — «уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған»лар болса ниҗатқа егә болуш үчүн Тәврат қануниға әмәл қилиш керәк, дегән Йәһудийларниң гепидин қорққан, улар Йәһудийларниң махтишиға еришишини халайдиған кишиләрдур. «Ташқи қияпәттә» грек тилида «әтләрдә» дегән ибарә билән ипадилиниду. \+bd «уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас»\+bd* — «Мәсиһниң крести түпәйлидин болған зиянкәшлик»: демәк, «Мәсиһниң кресттики өлүми (яки «крестиниң бизарлиғи») түпәйлидин болған зиянкәшлик». Бу зиянкәшлик Йәһудийлар тәрипидин, әлвәттә. «Мәсиһниң крести» дегини болса, «Мәсиһниң крестләнгәндә болған қурбанлиғи бирдин-бир ниҗат йолидур» дегән хәвәрниң қисқичә ипадисидур. Шу чағда мошу һәқиқәтни тарқатқучиларниң һәммиси Йәһудийлар тәрипидин (вә көп башқилар тәрипидинму, әлвәттә) зиянкәшликкә учрайтти.\ft*\f* \v 13 Чүнки улар өзлириму хәтнә қилинғини билән Тәврат қануниға әмәл қилмайду; лекин улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду. \f □ \fr 6:13 \fr*\ft \+bd «улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду»\+bd* — «әтлириңлардин махтиниш» дегән ибарини қандақ чүшинимиз? Мошу Йәһудийлар, «Галатиялиқлар гепимизгә кирди, уларға хәтнини қобул қилдуруп уларни ниҗат йолиға алға бастурдуқ!» дәп башқа Йәһудийлар алдида махтинишни халайтти.\ft*\f* \v 14 Өзүмни елип ейтсам, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң кресттики \add өлүми\add*дин башқа һеч иш билән махтанмиғаймән! Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән. \f □ \fr 6:14 \fr*\ft \+bd «Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән»\+bd* — «бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән» дегән ибарә, маңа нисбәтән өлгән, демәкчи.\ft*\f* \v 15 Чүнки Мәсиһ Әйсада нә хәтнилик нә хәтнисизлик дегәнләр күчкә егә әмәстур; бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур! \f □ \fr 6:15 \fr*\ft \+bd «бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур! »\+bd* — «йеңи бир яралғучи» дегән ибарә «йеңи (яритилған) адәм»ни алаһидә көрситиду; лекин бу ибарә йәнә Мәсиһниң өлүми арқилиқ апиридә болған һәр бир «йеңи адәм» вә кәлгүсидә пәйда болидиған йеңи асман-зиминни өз ичигә алиду.\ft*\f* \x + \xo 6:15 \xo*\xt Мат. 12:50; Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; Кол. 3:11.\xt*\x* \v 16 Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай! \f □ \fr 6:16 \fr*\ft \+bd «Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай!»\+bd* — «Худаниң Исраили» (яки «Худаниң һәқиқий Исраили») — демәк, башқа бир «Исраил» бар. Бизниңчә бу ибарә Исраилдин, йәни Йәһудийлар ичидики Худаниң ниҗат йолида маңған, Мәсиһ Әйсани қобул қилғанларни (йәни «Худаниң қалдиси»ни) көрситиду. Қалған Йәһудийлар «Исраил» болсиму, «Худаниң Исраили» әмәс. \ft*\fp Бәзи алимлар бу җүмлидики «вә»ни «йәни» дәп тәрҗимә қилип, «Худаниң Исраили» пүткүл җаһандики Мәсиһкә тәвә болғанлардин болған җамаәтни көрситиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә Павлусниң бу ибариси, «мән жуқурида бәзи Йәһудийлар тоғрилиқ қаттиқ гәп қилғиним билән, һәммә Йәһудий шундақ, дәп ойлап кәтмәңлар! «Худаниң Исраили» бардур!» демәкчи.\fp*\f* \x + \xo 6:16 \xo*\xt Зәб. 124:5.\xt*\x* \v 17 Буниңдин кейин һеч ким бу ишлар билән йәнә мени аварә қилмисун! Чүнки мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!\f □ \fr 6:17 \fr*\ft \+bd «... Мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!»\+bd* — «Әйсаниң яра излири» — демәк, Павлусниң тенидә қалған яра излири, йәни Мәсиһ үчүн хуш хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлириниң изналиридур. Шу тәрәптә у көп яриланған Рәбби Әйсаға охшаштур. «Әйсаниң яра излири»ниң грек тилида иккинчи мәнасиму бар: «Әйсаниң (басқан) тамғиси» — демәк, Павлус бу сөз арқилиқ өзиниң Әйсаға пүтүнләй мәнсуп екәнлигиниму тәкитлимәкчи.\ft*\f* \x + \xo 6:17 \xo*\xt 2Кор. 4:10.\xt*\x* \m \v 18 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай! Амин!