\id EZR \ide UTF-8 \h Әзра \toc1 Әзра \toc2 Әзра \toc3 Әзра \mt1 Әзра \c 1 \s1 Падиша Қорәшниң Пәрвәрдигар үчүн ибадәтхана селишқа ярлиқ чүшүрүши \r 2Тар. 36:22,23; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2 \m \v 1 Парс падишаси Қорәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаси Қорәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишалиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: — \m \v 2 «Парс падишаси Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишалиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; у шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди. \f □ \fr 1:2 \fr*\ft \+bd «Йәһуда зимини»\+bd* — кейинки вақитларда «Йәһудийә» дейилиду.\ft*\f* \v 3 Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болғанлардин һәр қайсиңларға болса, униң Худаси \add Пәрвәрдигар\add* униң билән биллә болғай, у Йәһуда зиминидики Йерусалимға чиқсун, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини салсун! У болса Худадур, макани Йерусалимдидур! \v 4 \add Сүргүнлүктә\add* қалған хәлиқ қәйәрләрдә маканлашқан болса, \add у Йерусалимға чиқсун\add*; шу йәрдики адәмләр уларға алтун, күмүч, мал-мүлүк, чарпайларни тәминләп ярдәм бәрсун вә шуниңдәк Йерусалимда җайлашқан Худаниң шу өйи үчүн халис һәдийәләрни тәқдим қилсун» — деди.\f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «қалған хәлиқ»\+bd* — империйәдә тирик қалған Йәһудий хәлқи.\ft*\f* \b \m \s1 Қайтишқа тәйярлиниш \m \v 5 Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики қәбилә башлиқлири, каһинлар, Лавийлар, шундақла Худа тәрипидин роһи қозғитилған барлиқ хәлиқ орунлиридин қопуп Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини \add яңливаштин\add* селишқа беришқа тәйярланди. \v 6 Әтраптики кишиләрниң һәммиси күмүч қача-қуча, алтун, мал-мүлүк, чарпайлар вә қиммәт баһалиқ буюмлар билән уларни қоллап қувәтлиди, буниңдин башқа сунулидиған һәр хил ихтиярий һәдийә-қурбанлиқ сүпитидә һәр хил соғатларни тәқдим қилди. \v 7 Падиша Қорәш Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучилириниму, йәни илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучиларниму елип чиқти. \f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучилар»\+bd* — бу вақиә «2Тар.» 36:7дә тәсвирлиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt 2Пад. 24:13; 2Тар. 36:7\xt*\x* \v 8 Парс падишаси Қорәш ғәзнә беги Митрәдатни буйруп бу қача-қучиларни алдуруп чиқти; Митрәдат шуларни Йәһуданиң әмри Шәшбазарға сани бойичә санап тапшуруп бәрди. \x + \xo 1:8 \xo*\xt Әзра 5:14\xt*\x* \v 9 Қача-қучиларниң сани мундақ: — алтун дас оттуз, күмүч дас миң, пичақ жигирмә тоққуз, \f □ \fr 1:9 \fr*\ft \+bd «алтун дас»\+bd* — яки «алтун пәтнус».\ft*\f* \v 10 алтун пиялә оттуз, бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он; башқа қача-қучилар бир миң. \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он»\+bd* — яки «сүпити төвәнрәк күмүч пиялә төрт йүз он» яки «иккинчи бир хил күмүч иялә төрт йүз он» яки «күмүч пиялә икки миң төрт йүз он». Башқичә тәрҗимиләрму учриши мүмкин.\ft*\f* \v 11 Барлиқ алтун-күмүч қача-қуча, бәш миң төрт йүз. Сүргүн қилинған хәлиқ Бабилдин Йерусалимға елип келингән чағда, Шәшбазар бу қача-қучиларниң һәммисини елип кәлгән еди. \b \b \m \c 2 \s1 Биринчи қетим қайтқан Йәһудалар •••• «Нәһ.» 7:6-73ни көрүң \m \v 1 Төвәндикиләр Небоқаднәсар тәрипидин Бабилға сүргүн қилинған \add Йәһудийә\add* өлкисидикиләрдин, уларниң әвлатлири қайтип келип, Йерусалим вә Йәһудийәгә чиқип, һәр бири өз шәһирлиригә кәткәнләр: — \m \v 2 — улар Зәруббабәл, Йәшуа, Нәһәмия, Серая, Рәилая, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Рәһум вә Баанаһлар билән биллә қайтип кәлди. Әнди Исраил хәлқиниң ичидики әркәкләрниң сани төвәндикичә: —\f □ \fr 2:2 \fr*\ft \+bd «Серая»\+bd* — яки «Сарая».\ft*\f* \b \m \v 3 Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши; \v 4 Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши; \v 5 Араһниң әвлатлири йәттә йүз йәтмиш бәш киши; \v 6 Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он икки киши; \v 7 Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; \v 8 Заттуниң әвлатлири тоққуз йүз қириқ бәш киши; \v 9 Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши; \v 10 Баниниң әвлатлири алтә йүз қириқ икки киши; \v 11 Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә үч киши; \v 12 Азгадниң әвлатлири бир миң икки йүз жигирмә икки киши; \v 13 Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш алтә киши; \v 14 Бигвайниң әвлатлири икки миң әллик алтә киши; \v 15 Адинниң әвлатлири төрт йүз әллик төрт киши; \v 16 Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши; \v 17 Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә үч киши; \v 18 Йораһниң әвлатлири бир йүз он икки киши; \v 19 Һашумниң әвлатлири икки йүз жигирмә үч киши; \v 20 Гиббарниң әвлатлири тохсән бәш киши; \v 21 Бәйт-Ләһәмликләр бир йүз жигирмә үч киши; \v 22 Нитофалиқлар әллик алтә киши; \v 23 Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши; \v 24 Азмавәтликләр қириқ икки киши; \v 25 Кириат-Аримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши; \f □ \fr 2:25 \fr*\ft \+bd «Кириат-Аримлиқлар»\+bd* — яки «Кириат-Йеаримлиқлар».\ft*\f* \v 26 Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши; \v 27 Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши; \v 28 Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий икки йүз жигирмә үч киши; \v 29 Неболиқлар әллик икки киши; \v 30 Магбишниң әвлатлири бир йүз әллик алтә киши; \v 31 иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; \v 32 Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши; \v 33 Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бәш киши; \f □ \fr 2:33 \fr*\ft \+bd «Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири...»\+bd* — яки «Лодлиқлар, Һадидлиқлар вә Онолуқлар...».\ft*\f* \v 34 Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши; \v 35 Синааһниң әвлатлири үч миң алтә йүз оттуз киши. \b \m \s1 Қайтип кәлгән каһинлар вә Лавийлар \m \v 36 Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши; \v 37 Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши; \v 38 Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши; \v 39 Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши. \m \v 40 Лавийларниң сани төвәндикичә: — Ходавияниң әвлатлиридин, йәни Йәшуа билән Кадмийәлниң әвлатлири йәтмиш төрт киши; \v 41 Ғәзәлкәшләрдин: — Асафниң әвлатлири бир йүз жигирмә сәккиз киши. \m \v 42 Дәрвазивәнләрниң нәслидин: — Шаллумниң әвлатлири, Атерниң әвлатлири, Талмонниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, Хатитаниң әвлатлири билән Шобайниң әвлатлири җәмий бир йүз оттуз тоққуз киши. \b \m \s1 Қайтип кәлгән муқәддәс җай вә шаһ җәмәтидики хизмәткарлар \m \v 43 Ибадәтхана хизмәткарлири төвәндикичә: — Зиханиң әвлатлири, Хасуфаниң әвлатлири, Таббаотниң әвлатлири, \f □ \fr 2:43 \fr*\ft \+bd «Ибадәтхана хизмәткарлири»\+bd* — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни вә «1Тар.» 9:2ни көрүң.\ft*\f* \v 44 Киросниң әвлатлири, Сияһаниң әвлатлири, Падонниң әвлатлири, \v 45 Либанаһниң әвлатлири, Һагабаһниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, \v 46 Һагабниң әвлатлири, Шамлайниң әвлатлири, Һананниң әвлатлири, \f □ \fr 2:46 \fr*\ft \+bd «Шамлай»\+bd* — яки «Шалмай».\ft*\f* \v 47 Гиддәлниң әвлатлири, Гаһарниң әвлатлири, Реаяһниң әвлатлири, \v 48 Рәзинниң әвлатлири, Никоданиң әвлатлири, Газзамниң әвлатлири, \v 49 Уззаниң әвлатлири, Пасияниң әвлатлири, Бисайниң әвлатлири, \v 50 Аснаһниң әвлатлири, Мәунимниң әвлатлири, Нәфуссимниң әвлатлири, \v 51 Бакбукниң әвлатлири, Хакуфаниң әвлатлири, Хархурниң әвлатлири, \v 52 Базлутниң әвлатлири, Мәһиданиң әвлатлири, Харшаниң әвлатлири, \v 53 Баркосниң әвлатлири, Сисераниң әвлатлири, Темаһниң әвлатлири, \v 54 Нәзияниң әвлатлири билән Хатифаниң әвлатлири. \m \v 55 Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлириниң сани төвәндикичә: — Сотайниң әвлатлири, Софәрәтниң әвлатлири, Пируданиң әвлатлири, \v 56 Яалаһниң әвлатлири, Дарконниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири, \v 57 Шәфәтияниң әвлатлири, Хаттилниң әвлатлири, Поқәрәт-Һаззибаимниң әвлатлири билән аминиң әвлатлири. \m \v 58 Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткари болғанларниң әвлатлири җәмий үч йүз тохсән икки киши. \b \m \s1 Келип чиқиши наениқ кишиләр •••• «Нәһ.» 7:61-65ни көрүң \m \v 59 Төвәндики кишиләр Тәл-Мелаһ, Тәл-Харша, Керуб, Аддан вә Иммәрдин кәлгән болсиму, лекин улар өзлириниң ата җәмәтиниң яки нәсәбиниң Исраил адими екәнлигини испатлап берәлмиди. \v 60 Булар Делаяниң әвлатлири, Тобияниң әвлатлири вә Никоданиң әвлатлири болуп, җәмий алтә йүз әллик икки киши; \v 61 каһинларниң әвлатлири ичидә Хабаяниң әвлатлири, Козниң әвлатлири билән Барзиллайниң әвлатлири бар еди; Барзиллай Гилеадлиқ Барзиллайниң бир қизини алғачқа уларниң ети билән аталған еди. \f □ \fr 2:61 \fr*\ft \+bd «Козниң әвлатлири»\+bd* — яки «Һаккозниң әвлатлири».\ft*\f* \v 62 Булар җәмәтиниң нәсәбнамисини издәп тапалмиди; шуңа улар «напак» һесаплинип каһинлиқтин қалдурулди. \v 63 Валий уларға: — Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә «әң муқәддәс йимәкликләр»гә еғиз тәккүзмәйсиләр, деди.\f □ \fr 2:63 \fr*\ft \+bd «Валий»\+bd* — ибраний тилидики «Тиршата» әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». \+bd «урим вә туммим»\+bd* — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.\ft*\f* \b \m \s1 Қайтип кәлгүчиләрниң умумий сани •••• «Нәһ.» 7:66-69ни көрүң \m \v 64 Пүтүн җамаәт җәмий қириқ икки миң үч йүз атмиш киши; \v 65 буниңдин башқа уларниң йәнә йәттә миң үч йүз оттуз йәттә қул-дедиги бар еди; йәнә икки йүз әр-аял ғәзәлчиси бар еди. \v 66 Уларниң йәттә йүз оттуз алтә ети, икки йүз қириқ бәш қечири, \v 67 төрт йүз оттуз бәш төгиси вә алтә миң йәттә йүз жигирмә ешиги бар еди. \b \m \s1 Муқәддәс өй үчүн тәқдим қилинған мал-мүлүкләр •••• «Нәһ.» 7:70-73ниму көрүң \m \v 68 Җәмәт каттивашлиридин бәзилири Йерусалимға вә Пәрвәрдигарниң өйигә кәлгән чағда, Худаниң шу өйи әсли орниға яңливаштин селиниши үчүн чин көңлидин соғатларни тәқдим қилди. \v 69 Улар өзлириниң қурбиға қарап қурулуш ғәзнисигә атмиш бир миң дарик алтун, бәш миң мина күмүч вә йүз қур каһин тони тәқдим қилди. \f □ \fr 2:69 \fr*\ft \+bd «дарик»\+bd* — ( яки «драхма») — мошу йәрдә у Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә; мошу йәрдә буларниң җәмий қиммити бәлким 400-500 грам алтун еди; «мина» бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 1800-2700 килограмчә еди.\ft*\f* \v 70 Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар вә бир қисим хәлиқ қошулуп, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири өз шәһәрлиригә маканлашти; қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти.\f □ \fr 2:70 \fr*\ft \+bd «Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар... Ибадәтхана хизмәткарлири өз шәһәрлиригә маканлашти; қалған Исраил ... өз шәһәрлиригә маканлашти»\+bd* — бу айәтниң мәнаси бәлким: \ft*\fp (1) Каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн йеруслемға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; \fp*\fp (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр \+bd әслидә\+bd* өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти. \fp*\fp Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.\fp*\f* \b \b \m \c 3 \s1 Қурбангаһниң яңливаштин селиниши \m \v 1 Исраил хәлқи һәр қайсиси өз шәһәрлиридә маканлашқан еди; йәттинчи айға кәлгәндә, хәлиқ бир адәмдәк болуп Йерусалимға жиғилди. \v 2 Йозадакниң оғли Йәшуа билән униң каһин қериндашлири, Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл вә униң қериндашлириниң һәммиси орунлиридин қопуп, Худаниң адими Муса пүткән қанун китавида пүтүлгинидәк Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн Исраилниң Худасиниң қурбангаһини селишқа киришти. \x + \xo 3:2 \xo*\xt Қан. 12:5, 6\xt*\x* \v 3 Гәрчә улар шу йәрлик хәлиқләрдин қорқсиму, лекин қурбангаһни әслидики ули үстигә селип, униңда Пәрвәрдигарға атап әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүшкә киришти. \x + \xo 3:3 \xo*\xt Чөл. 28:3\xt*\x* \v 4 Улар йәнә \add муқәддәс қанунда\add* пүтүлгини бойичә «кәпиләр һейти»ни өткүзүп, һәр күни бәлгүләнгән тәләпкә мувапиқ сан бойичә күнлүк көйдүрмә қурбанлиқни сунушатти. \x + \xo 3:4 \xo*\xt Лав. 23:34; Чөл. 29:12\xt*\x* \v 5 Шуниңдин кейин улар йәнә һәр күнлүк көйдүрмә қурбанлиқлар, йеңи ай қурбанлиғи вә Пәрвәрдигарниң барлиқ муқәддәс дәп бекитилгән һейтлири үчүн тәқдим қилинидиған көйдүрмә қурбанлиқларни, шуниңдәк һәр бир кишиниң көңлидин Пәрвәрдигарға атап сунидиған ихтиярий қурбанлиқлирини сунуп туратти. \x + \xo 3:5 \xo*\xt Чөл. 28:11-15; Нәһ. 10:34\xt*\x* \v 6 Шундақ қилип улар йәттинчи айниң биринчи күнидин башлап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарға атап сунушқа башлиди; лекин Пәрвәрдигарниң өйиниң ули техи селинмиди. \v 7 Улар ташчилар билән яғаччиларға пул тапшурди вә шундақла Парс падишаси Қорәшниң иҗазити билән Зидонлуқлар билән Турлуқларға кедир яғичини Ливандин \add Оттура\add* деңиз арқилиқ Йоппаға әкәлдүрүш үчүн уларға йимәк-ичмәк вә зәйтун мейини тәминлиди. \b \m \s1 Муқәддәс ибадәтханиниң яңливаштин селиниши \m \v 8 Җамаәт Йерусалимдики Худаниң өйигә кәлгәндин кейин иккинчи жили иккинчи айда Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл, Йозадакниң оғли Йәшуа вә уларниң каһин вә Лавий қериндашлириниң қалдиси, шуниңдәк сүргүнлүктин қайтип Йерусалимға кәлгәнләрниң һәммиси қурулушта иш башлиди; улар йәнә жигирмә яштин ашқан Лавийларни Пәрвәрдигарниң өйини селиш қурулушиға назарәтчиликкә қойди. \v 9 Йәшуа вә униң оғуллири һәм қериндашлири, Кадмийәл билән униң оғуллири, йәни Йәһуданиң әвлатлири Худаниң өйидә ишләйдиған ишчиларни назарәт қилишқа бир нийәттә атланди; Һенададниң оғуллири, уларниң оғуллириму вә қериндаш Лавийлар уларға ярдәмләшти.\f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «Йәһуданиң әвлатлири»\+bd* — «Йәһуда» мошу йәрдә бәлким «Ходавия» дегән исимниң варианти болуши мүмкин (2:40ни көрүң). \+bd «бир нийәттә атланди»\+bd* — ибраний тилида: «бир адәмдәк болуп орнидин турди».\ft*\f* \m \v 10 Тамчилар Пәрвәрдигарниң өйигә һул салидиған чағда каһинлар хас кийимлирини кийип, канайлирини челип, Асафниң әвлатлири болған Лавийлар җаңҗаң челип, һәммиси қатар-қатар сәп болуп турғузулди; улар Давут бәлгүлигән көрсәтмиләр бойичә Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушти. \v 11 Улар Пәрвәрдигарға атап өз ара: — «Пәрвәрдигар меһривандур, униң Исраилға болған меһир-муһәббити мәңгүлүктур» дәп һәмдусана вә рәхмәт-тәшәккүр ейтишти. Бу чағда Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинип болғачқа, халайиқ Пәрвәрдигарни мәдһийиләп товлап тәнтәнә қилишти. \x + \xo 3:11 \xo*\xt Зәб. 135\xt*\x* \v 12 Лекин каһинлардин, Лавийлардин вә җәмәт башлиқлиридин нурғунлири, йәни әслидә илгәрки өйни көргән нурғун қери адәмләр көз алдида селинған бу өйниң улиға қарап, үн селип жиғлап кетишти; нурғун башқа кишиләр хошал болуп тәнтәнә қилип товлашти; \f □ \fr 3:12 \fr*\ft \+bd «өйни көргән нурғун қери адәмләр ... үн селип жиғлап кетишти»\+bd* — бәзиләрниң жиғлиши хошаллиқтин болди; бәзиләрниң «Бу өй әслидики ойдәк һәйвәтлик болмайдиған болди» дәп ойлап һәсрәт-қайғудин болди («Һаг.» 2:3ни көрүң).\ft*\f* \v 13 вә хәлиқ һәтта кимләрниң тәнтәнә қилишиватқанлиғи билән кимләрниң жиғлаватқанлиғини айривалалмай қалди; чүнки җамаәт тәнтәнә қилип қаттиқ товлишатти; вә бу аваз жирақ-жирақларға аңлинатти. \b \b \m \c 4 \s1 Өйни яңливаштин селишниң тосқунлуққа учриши \m \v 1 Йәһуда вә Биняминдики рәқипләр сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға атап өйни яңливаштин салмақчикән, дегән гәпни аңлап, \v 2 Зәруббабәл вә җәмәт башлиқлири билән көрүшүп: — Биз силәр билән биллә салайли; чүнки бизму силәргә охшашла силәрниң Худайиңларни изләп, бизни бу йәргә әкәлгән Асурийә падишаси Есар-Һаддонниң күнлиридин тартип униңға қурбанлиқ сунуп келиватимиз, дейишти. \x + \xo 4:2 \xo*\xt 2Пад. 17:29-41\xt*\x* \v 3 Лекин Зәруббабәл, Йәшуа билән Исраилниң башқа җәмәт башлиқлири уларға: — Худайимизға өй селишта силәрниң биз билән һеч қандақ алақәңлар йоқ; бәлки Парс падишаси Қорәш бизгә буйруғандәк, пәқәт биз өзимизла Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй салимиз, дейишти.\x + \xo 4:3 \xo*\xt Әзра 1:1, 2, 3\xt*\x* \m \v 4 Шуниңдин кейин шу йәрдики аһалә Йәһудаларниң қолини аҗиз қилип, уларниң қурулуш қилишиға кашила туғдуруп турди. \v 5 Улар йәнә Парс падишаси Қорәшниң барлиқ күнлиридин таки Парс падишаси Дариус тәхткә олтарған вақитқичә, дайим мәслиһәтчиләрни сетивелип, Йәһудалар билән қеришип, қурулуш нишанини бузушқа урунуп турди.\f □ \fr 4:5 \fr*\ft \+bd «Парс падишаси Дариус»\+bd* — миладийәдин илгәрки 522-486-жилларда Парс тәхтигә олтарған.\ft*\f* \b \m \s1 Рәқипләрниң Йәһудалар үстидин әрз қилиши \m \v 6 Аһашверош тәхткә чиққан дәсләпки вақитларда улар униңға Йәһудийә вә Йерусалим аһалиси үстидин бир әрзнамә язди. \f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «Аһашверош»\+bd* — бәзи алимлар Парс императори болған мошу «Аһашверош»ни «Ксәрксис И» ниң өзи шу (миладийәдин илгәрки 486-464-жиллар), дәп қарайду. Бирақ испат барки, «Аһашверош» яки «Ксәрксис» дегән сөз әслидә исим әмәс, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. Шуңа биз «Аһашверош» дәп аталған падишани Камбисис (миладийәдин илгәрки 529-521-жиллар), дәп қараймиз.\ft*\f* \v 7 Шуниңдәк Артахшашта күнлиридә Бишлам, Митридат, Табәәл вә уларниң қалған шериклириму Парс падишаси Артахшаштаға арамий тилида бир әрз хетини язди; хәт арамий тилидин тәрҗимә қилинди.\f □ \fr 4:7 \fr*\ft \+bd «Артахшашта»\+bd* — «Артахшашта» билән «Артаксәрксис» бир адәмниң нами болуп, тарихта у «Артаксәрксис» дегән (грекчә) исми билән тонулған. Бу падиша Камбисис вә Дариус Хистаспис (миладийәдин илгәрки 522-486-жиллар) арилиғида өткән болса керәк. Шуңа у: (1) Камбисисни өлтүрүп тәхтини тартивалған «Смәрдис» дегән җадугәрни (йәттә ай тәхткә олтарған) яки болмиса: (2) Камбисис император билән бирликтә һөкүмранлиқ қилған бизгә һазир намәлум «Артахшашта» (Артаксәрксис») исимлиқ башқа бирисини көрситиши мүмкин. У кейинки аләмшумул император «Артаксәрксис» (миладийәдин илгәрки 486-425-жиллар) болуши мүмкин әмәс; чүнки шу киши 24-айәттә тилға елинған Дариус императордин \+bd кейин\+bd* һөкүмранлиқ қилди.\ft*\f* \m \v 8 Валий Рәһум билән диван беги Шимшай падиша Артахшаштаға Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди: — \f □ \fr 4:8 \fr*\ft \+bd «...Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди»\+bd* — бу айәттин башлап 6:18гичә «Әзра»ниң тексти арамий тилида йезилған.\ft*\f* \m \v 9 «Мәзкур мәктупни язғанлардин, валий Рәһум, катип беги Шимшай вә уларниң башқа һәмраһлири болған сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар, арқивилиқлар, Бабиллиқлар, Шушанлиқлар, йәни Еламийлар \f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «...сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар...»\+bd* — яки «...Динайлиқлар, Афарсатқилиқлар, Тарпәлликләр, Арфаслиқлар,...». \+bd «Шушанлиқлар, йәни...»\+bd* — яки «Суса (шәһири)дикиләр, йәни...».\ft*\f* \v 10 вә улуқ җанабий Оснаппар Самарийә шәһиригә вә \add Әфрат\add* дәрияниң мошу тәрипидики башқа йәрләргә орунлаштурған аһалиму бар \f □ \fr 4:10 \fr*\ft \+bd «Улуқ җанабий Оснаппар»\+bd* — Оснаппар болса Асурийә императори «Ашурбанипал»ниң арамий тилидики нами. У миладийәдин илгәрки 669-жили атиси Есарһаддонниң тәхтигә варислиқ қилди; миладийәдин илгәрки 645-жиллири әтрапида у Еламниң пайтәхти Шушанни ишғал қилип, униңдики пухралардин бәзиләрни Самарийәгә, шундақла оттура шәриқтики башқа йәрләргә сүргүн қилди. \+bd «дәрия»\+bd* —мәзкур китапта мошу йәрдин башлап «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду; «мошу тәрипи» — ғәрбий тәрипи, әлвәттә.\ft*\f* \v 11 (мана бу уларниң падишаға язған хетиниң көчүрүлмиси) — өзлириниң дәрияниң мошу тәрипидики хизмәткарлиридин падиша алилири Артахшаштаға салам! \v 12 Падиша алийлиригә мәлум болсунки, өзлири тәрәптин биз тәрәпкә кәлгән Йәһудийлар Йерусалимға келишти; улар әшу асий вә сесиқ шәһәрни қуруватиду, улини ясап пүттүрди, сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду. \f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду»\+bd* — мошу гәп биринчидин өз-өзигә зит келиду. Қандақсигә сепил һуллири техи «бир-биригә уланмай» туруп сепил ясилип болиду? 13-айәттә хатириләнгән өз баянлириму уларниң шу сөзигә рәддийә болиду. Иккинчидин, бу сөзләр пүтүнләй ялған. Йәһудий хәлқи пәқәт ибадәтхана (Қорәш падишаниң әслидики ярлиғи бойичә) қурувататти. Сепилниң өзи болса, харабилик әһвалда еди. Мәсилән «Нәһ.» 1:3ни көрүң.\ft*\f* \v 13 Әнди улуқ падиша алийлиригә шу мәлум болғайки, мабада бу шәһәр оңланса, сепил пүткүзүлсә, улар баҗ тапшурмайдиған, олпан төлимәйдиған вә парақ тапшурмайдиған болувалиду, бундақ кетивәрсә падишаларниң ғәзнисигә сөзсиз зиян болиду. \v 14 Биз ординиң тузини йәп туруп, падишасимизниң бундақ беһөрмәт қилинишиға қарап турушимизға қәтъий тоғра кәлмәйду, шу сәвәптин падишасимизға мәлум қилишқа җүръәт қилдуқ. \f □ \fr 4:14 \fr*\ft \+bd «бундақ беһөрмәт қилинишиға...»\+bd* — яки «бундақ зиян тартишиға...».\ft*\f* \v 15 Шуниң үчүн \add алийлириниң\add* ата-бовилириниң тарихнамисини сүрүштә қилишлирини тәшәббус қилимиз; сили тарихнамидин бу шәһәрниң әһвалини билип, униң падишаларғиму, һәр қайси өлкиләргиму зиян йәткүзүп кәлгән асий бир шәһәр екәнлигини, қедимдин тартип бу шәһәрдикиләр ағдурмичилиқ териғанлиғини билгәйла; дәл шу сәвәптин бу шәһәр вәйран қилинған еди. \v 16 Шуңа биз алийлириға шуни уқтурмақчимизки, әгәр бу шәһәр қурулса, сепиллири пүткүзүлсә, ундақта силиниң дәрияниң мошу тәрипидики йәрләргә һеч қандақ егидарчилиқлири болмай қалиду». \b \m \s1 Падишаһниң иш тохтитилсун дәп ярлиқ чүшүрүши \m \v 17 Падиша мундақ җавап йоллиди: — \m «Валий Рәһум, диван беги Шимшайға вә Самарийә һәм Дәрияниң шу тәрипидики башқа йәрләрдә турушлуқ һәмраһлириңларға салам! \f □ \fr 4:17 \fr*\ft \+bd «Дәрияниң шу тәрипи»\+bd* — Әфрат дәриясиниң ғәрбий тәрипи.\ft*\f* \v 18 Силәрниң бизгә язған әрз хетиңлар мениң алдимда ениқ қилип оқуп берилди. \f □ \fr 4:18 \fr*\ft \+bd «алдимда ениқ қилип оқуп...»\+bd* — яки «алдимда тәрҗимә қилинип оқуп....».\ft*\f* \v 19 Тәкшүрүп көрүшни буйрувидим, бу шәһәрниң дәрвәқә қедимдин тартип падишаларға қарши чиқип исян қозғиған, шәһәрдә дайим асийлиқ-қозғилаң көтириштәк ишларниң болуп кәлгәнлиги мәлум болди. \v 20 Илгәрки вақитларда қудрәтлик падишалар Йерусалимға һөкүмранлиқ қилип, Дәрияниң шу тәрипидики пүтүн йәрләрни идарә қилип кәлгән, улар шуларға беқинип баҗ, олпан вә париқини тапшуруп кәлгән екән. \v 21 Әнди силәр буйруқ чүшүрүп у хәлиқни иштин тохтитиңлар, мәндин башқа ярлиқ чүшүрүлмигичә, бу шәһәрни яңливаштин қуруп чиқишқа болмайдиғанлиғи уқтуруңлар. \v 22 Бу ишни ада қилмай қелиштин пәхәс болуңлар; падишаларға зиян кәлтүридиған апәт немишкә күчийиверидикән?». \m \v 23 Падиша Артахшаштаниң ярлиғиниң көчүрүлмиси Рәһумға, диван беги Шимшай һәм уларниң һәмраһлириға оқуп берилиши биләнла, улар алман-талман Йерусалимдики Йәһудаларниң қешиға чиқип, һәрбий күч ишлитип, уларни ишни тохтитишқа мәҗбур қилди. \v 24 Шуниң билән Йерусалимдики Худаниң өйидики ишлар тохтиди; иш таки Парс падишаси Дариус тәхткә чиқип иккинчи жилиғичә тохтағлиқ қалди. \b \b \m \c 5 \s1 Муқәддәс өйни йәнә бир қетим яңливаштин селиш \m \v 1 Бу чағда пәйғәмбәрләр, йәни Һагай пәйғәмбәр билән Иддониң оғли Зәкәрия пәйғәмбәр Йәһудийә вә Йерусалимдики Йәһудийларға бешарәт беришкә башлиди; улар Исраилниң Худасиниң намида уларға бешарәт беришти. \x + \xo 5:1 \xo*\xt Һаг. 1:1; Зәк. 1:1\xt*\x* \v 2 Шуниң билән Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йозадакниң оғли Йәшуа қопуп Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селишқа башлиди; Худаниң пәйғәмбәрлири улар билән биллә болуп уларға ярдәм бәрди. \m \v 3 Шу чағда Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири уларниң йениға келип: «Ким силәргә бу өйни яңливаштин селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди?» дәп сориди. \f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «бу қурулушни...»\+bd* — яки «бу тамни...».\ft*\f* \v 4 Улар йәнә: «Бу қурулушқа мәсъул болғучиларниң исми немә?» дәп сориди. \v 5 Лекин Худаниң нәзири Йәһуда ақсақаллириниң үстидә еди, шуңа баш валий қатарлиқлар падиша Дариусқа мәлум қилғичә, шундақла униңдин бу һәқтә бирәр җавап ярлиқ кәлгичә уларниң қурулуш ишини тосмиди. \b \m \s1 Падиша Дариусқа йәнә бир әрз мәлум қилиниши \m \v 6 Дәрияниң ғәрип тәрипиниң валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири, йәни Дәрияниң ғәрип тәрипидики афарсақлиқлар падиша Дариусқа хәт әвәтти; хәтниң көчүрүлмиси мана төвәндикидәк: \v 7 Улар падишаға әвәткән мәлуматта мундақ дейилгән: «Дариус алийлириға чоңқур аман-есәнлик болғай! \v 8 Падишасимизға шу иш йетип мәлум болсунки, биз Йәһудийәгә, улуқ Худаниң өйигә берип көрдуқки, шу өй йоған ташлар билән ясиливатиду, тамлириға лимлар өткүзүлүп селинмақта; бу қурулуш тез сүрәттә оңушлуқ елип бериливетипту. \f □ \fr 5:8 \fr*\ft \+bd «...тез сүрәттә оңушлуқ елип бериливетипту»\+bd* — яки «...әстайидиллиқ билән оңушлуқ елип бериливетипту».\ft*\f* \v 9 Андин биз у йәрдики ақсақаллардин: — Ким силәргә бу өйни селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди? — дәп соридуқ. \v 10 Вә алийлириға мәлум болсун үчүн уларниң исимлирини соридуқ, шуниңдәк уларниң башлиқлириниң исмилирини пүтүп хатирилимәкчи едуқ. \v 11 Улар бизгә: «Биз асман-зиминниң Худасиниң қуллири, биз һазир буниңдин узун жиллар илгири селинған өйни яңливаштин селиватимиз. Мошу өйни әслидә Исраилниң улуқ бир падишаси салдурған еди. \v 12 Лекин ата-бовилиримиз асмандики Худаниң ғәзивини кәлтүрүп қойғачқа, Худа уларни Калдийәлик Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурған; у бу өйни чақтуруветип, хәлиқни Бабилға тутқун қилип әкәткән. \x + \xo 5:12 \xo*\xt 2Тар. 36:16-21\xt*\x* \v 13 Лекин Бабил падишаси Қорәшниң биринчи жили падиша Қорәш Худаниң бу өйини яңливаштин селишқа ярлиқ чүшүргән. \x + \xo 5:13 \xo*\xt 2Тар. 36:22,23; Әзра 1\xt*\x* \v 14 Вә Небоқаднәсар Йерусалимдики бу ибадәтханидин елип Бабил бутханисиға апирип қойған Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниму падиша Қорәш уларни Бабил бутханисидин әпчиқтуруп, Шәшбазар исимлиқ бир кишигә тапшурған; у уни баш валий қилип тайинлиған еди \x + \xo 5:14 \xo*\xt Әзра 1:8\xt*\x* \v 15 һәм униңға: — Бу қача-қучиларни елип уларни Йерусалимдики ибадәтханиға апирип қойғин; Худаниң өйи әсли җайиға яңливаштин селинсун, дәп буйруған. \v 16 Андин шу Шәшбазар дегән киши келип, Йерусалимдики Худаниң өйигә һул салған; әнә шу вақиттин башлап һазирғичә ясиливатиду, техи пүтмиди» дәп җавап бәрди. \m \v 17 Әнди алийлириға лайиқ көрүнсә, падишасимизниң шу йәрдә, йәни Бабилдики ғәзнини ахтуруп беқишини, у йәрдә падиша Қорәшниң Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селиш тоғрисида чүшүргән ярлиғиниң бар-йоқлуғини тәкшүрүп беқишини сораймиз һәм падишасимизниң бу иш тоғрисида өз ирадисини бизгә билдүрүп қоюшини өтүнимиз». \b \b \m \c 6 \s1 Падиша Дариусниң илгәрки падишаниң ярлиғини тепиши \m \v 1 Андин падиша Дариус Бабилдики дөләт-байлиқлар сақланған «Архиплар өйи»ни тәкшүрүп чиқишқа ярлиқларни чүшүрди. \f □ \fr 6:1 \fr*\ft \+bd «Архиплар өйи»\+bd* — арамий тилида «Орам архиплар өйи».\ft*\f* \v 2 Медиа өлкисидики Ахмета қәлъәсидин бир орам қәғәз тепилди, униңда мундақ бир хатирә пүтүлгән: \f □ \fr 6:2 \fr*\ft \+bd «Ахмета»\+bd* — тарихта бу қәлъә адәттә «Әкбатана» дегән нами билән тонулған.\ft*\f* \v 3 «Падиша Қорәшниң биринчи жили, падиша Қорәш Йерусалимдики Худаниң өйигә даир мундақ бир ярлиқ чүшүриду: — «Қурбанлиқ сунулидиған орун болуш үчүн бу өй яңливаштин селинсун; ули пухта селинсун, өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз болсун. \f □ \fr 6:3 \fr*\ft \+bd «Өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз...»\+bd* — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.\ft*\f* \v 4 Үч қәвәт йоған таш, бир қәвәт йеңи яғач билән селинсун, барлиқ хираҗәт падишалиқ ғәзнисидин чиқим қилинсун. \v 5 Әслидә Небоқаднәсар Йерусалимдики ибадәтханидин елип Бабилға апирип қойған, Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниң һәммиси қайтуруп келинип, Йерусалимдики ибадәтханиға қайтидин йәткүзүлүп, һәр бири өз җайиға қоюлсун; улар Худаниң өйигә қуюлсун!». \b \m \s1 Падишаһниң муқәддәс өйни давамлиқ яңливаштин селишқа буйруқ чүшүрүши \m \v 6 \add Дариустин ярлиқ чүшүрүлүп\add*: «— Шуңа, и дәрияниң шу тәрипиниң баш валийси Таттинай вә Шетар-Бознай һәм силәрниң һәмраһлириңлар, йәни Дәрияниң шу тәрипидики афарсақлиқлар, әнди силәр у йәрдин нери кетиңлар! \f □ \fr 6:6 \fr*\ft \+bd «Дәрияниң шу тәрипи»\+bd* — Әфрат дәриясиниң ғәрип тәрипини көрситиду.\ft*\f* \v 7 Худаниң өйиниң қурулуши билән кариңлар болмисун; Йәһудийларниң баш валийси билән Йәһудийларниң ақсақаллириниң Худаниң бу өйини әслидики орниға селишиға йол қоюңлар. \m \v 8 Шуниңдәк мән Худаниң бу өйиниң селиниши үчүн Йәһудаларниң ақсақаллири тоғрилиқ силәргә буйруқ чүшүрдумки: — Дәрияниң ғәрип тәрипидин, падишалиқ ғәзнисигә тапшурулған баҗ киримидин силәр кечиктүрмәй шу адәмләргә толуқ хираҗәт аҗритип бериңлар, қурулуш һеч тохтап қалмисун. \f □ \fr 6:8 \fr*\ft \+bd «кечиктүрмәй...»\+bd* — яки «әстайидиллиқ билән...».\ft*\f* \v 9 Уларға немә керәк болса, җүмлидин асмандики Худаға көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа, мәйли әркәк топақ болсун, қочқар яки қозилар болсиму, шулар берилсун; йәнә Йерусалимдики каһинларниң бәлгүлигини бойичә буғдай, туз, шарап яки зәйтун майлар болсун шуларниң бириму кам қилинмай, һәр күни тәмин етип турулсун. \v 10 Шуниң билән улар асмандики Худаға хушбуй қурбанлиқларни кәлтүрүп, падишаға вә падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун. \f □ \fr 6:10 \fr*\ft \+bd «падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун»\+bd* — арамий тилида «падиша вә униң оғуллириниң һаятини тилисун».\ft*\f* \v 11 Мән йәнә буйруймәнки, кимки бу ярлиқни өзгәртсә, шу кишиниң өйиниң бир тал лими суғурувелинип тикләнгәндин кейин, шу киши униңға есип миқлап қоюлсун, өйи әхләтханиға айландуруветилсун! \f □ \fr 6:11 \fr*\ft \+bd «әхләтханиға айландуруветилсун!»\+bd* — яки «һаҗәтханиға айландуруветилсун!».\ft*\f* \v 12 Вә Өзиниң намини шу йәрдә қалдурған Худа мошу Йерусалимдики өйини өзгәртишкә яки бузушқа қол узартқан һәр қандақ падиша яки хәлиқни һалак қилсун! Мән Дариус мошу ярлиқни чүшүрдум, әстайидиллиқ билән беҗа кәлтүрүлсун!» дейилди. \b \m \s1 Ибадәтханиниң пүткүзүлүши \m \v 13 Андин Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай, Шетар-Бознай вә уларниң һәмраһлири падиша Дариусниң әвәткән йолйоруғи бойичә әстайидиллиқ билән шу ишни беҗа кәлтүрди. \v 14 Йәһудийларниң ақсақаллири қурулушни давамлаштуруп, Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зәкәрияниң бешарәт беришлири билән шу ишта ронақ тапти. Улар Исраилниң Худасиниң әмри бойичә, шундақла Қорәш, Дариус вә Артахшашта қатарлиқ Парс падишалириниң әмри бойичә ишләп, өйни яңливаштин қуруп чиқиш ишини пүттүрди. \v 15 Бу өй Дариус падишаси сәлтәнитиниң алтинчи жили, Адар ейиниң үчинчи күни пүткүзүлди. \b \m \s1 Өйниң Худаға атилиши \m \v 16 Исраиллар — каһинлар, Лавийлар вә қалған сүргүнлүктин қайтип кәлгән хәлиқләрниң һәммиси Худаниң бу өйини униңға аташ мурасимини хошал-хурамлиқ билән өткүзди. \v 17 Өйни Худаниң Өзигә аташ мурасимида улар йүз топақ, икки йүз қочқар вә төрт йүз қоза сунди һәм Исраил қәбилилириниң сани бойичә барлиқ Исраил үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текини сунди. \v 18 Улар йәнә Йерусалимдики Худаниң ибадәт-хизмитини өтәшкә, Мусаниң китавида йезилғини бойичә, каһинларни өз нөвити бойичә, Лавийларни гуруппилири бойичә турғузди.\f □ \fr 6:18 \fr*\ft \+bd «Мусаниң китави»\+bd* — бәлким Тәвратниң 1-, 2-, 3-, 4- вә 5-қисимлирини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 6:18 \xo*\xt Чөл. 3:6, 32; 8:11; 1Тар. 24:1\xt*\x* \b \m \s1 Өтүп кетиш һейтиниң өткүзүлүши \m \v 19 Биринчи айниң он төртинчи күни сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди. \x + \xo 6:19 \xo*\xt Мис. 12:1-28; Лав. 23:5; Чөл. 28:16; Қан. 16:2\xt*\x* \v 20 Чүнки каһинлар вә Лавийлар бир нийәт билән бирликтә паклиниш рәсимлирини өткүзүп, һәммиси пакланди; андин улар барлиқ сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр вә уларниң қериндиши болған каһинлар вә һәм өзлири үчүн өтүп кетиш һейтиға атиған \add қозилирини\add* сойди. \v 21 Сүргүнлүктин \add йеңила\add* қайтип кәлгән Исраиллар вә шуниңдәк Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни издәп, өзлирини зиминдики ят әлликләрниң булғашлиридин айрип чиққан барлиқ кишиләр қоза гөшлирини бирликтә йейишти. \v 22 Улар петир нан һейтини хошал-хурамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди; чүнки Пәрвәрдигар уларни хошаллиққа чөмдүрди һәм Асурийә падишасиниң көңлини уларға майил қилип, Өзиниң өйини — Исраилниң Худасиниң өйини қурушқа уларниң қолини мустәһкәмлиди.\f □ \fr 6:22 \fr*\ft \+bd «Асурийә падишасиниң көңли»\+bd* — Парс императорини «Асурийә падишаси» дәп аташ қизиқ иш. Шүбһисизки, Парс императори «Бабил падишаси», шундақла «Асурийә падишаси» дегән унванларға варислиқ қилған.\ft*\f* \b \b \m \c 7 \s1 Каһин Әзраниң Бабилдин қайтип келиши \m \v 1 Шу ишлардин кейин Парс падишаси Артахшашта сәлтәнәт сүргән мәзгилдә Әзра дегән киши \add Бабилдин Йерусалимға чиқти\add*. У Сераяниң оғли, Серая Азарияниң оғли, Азария Һилқияниң оғли, \v 2 Һилқия Шаллумниң оғли, Шаллум Задокниң оғли, Задок Ахитубниң оғли, \v 3 Ахитуб Амарияниң оғли, Амария Азарияниң оғли, Азария Мерайотниң оғли, \v 4 Мерайот Зәраһияһниң оғли, Зәраһияһ Уззиниң оғли, Уззи Буккиниң оғли, \v 5 Букки Абишуаниң оғли, Абишуа Финиһасниң оғли, Финиһас Әлиазарниң оғли, Әлиазар болса баш каһин Һарунниң оғли еди; \v 6 — Әзра дегән бу киши Бабилдин қайтип чиқти. У Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Мусаға назил қилған Тәврат қануниға пишқан тәвратшунас еди; униң Худаси болған Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа, у немини тәләп қилса падиша шуни бәргән еди. \f □ \fr 7:6 \fr*\ft \+bd «қайтип чиқти»\+bd* — Муқәддәс Китапта «Йерусалимға бериш», яки «Йерусалимға келиш» дегән сөз дайим дегидәк «Йерусалимға чиқиш» дегән ибарә билән ипадилиниду (мәсилән, «Йәр.» 31:6). \+bd «Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа...»\+bd* — Тәвратта «Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа» дегән сөзләр көп йәрләрдә учрайду, у: «Пәрвәрдигар униңға мәдәт бәргәчкә» дегән мәнини билдүриду.\ft*\f* \v 7 Падиша Артахшаштаниң йәттинчи жили бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр вә ибадәтхана хизмәткарлири униң билән бирликтә Йерусалимға қайтип чиқти. \f □ \fr 7:7 \fr*\ft \+bd «ибадәтхана хизмәткарлири»\+bd* — ибраний тилида «Нәтинийлар». 2:43ни көрүң.\ft*\f* \v 8 \add Әзра\add* әнди падишаниң сәлтәнитиниң йәттинчи жили бәшинчи айда Йерусалимға йетип кәлди. \v 9 Биринчи айниң биринчи күни у Бабилдин чиқишқа тәйярланди; Худаниң шәпқәтлик қоли униңда болғачқа, у бәшинчи айниң биринчи күни Йерусалимға йетип кәлди. \v 10 Чүнки Әзра көңүл қоюп Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини чүшинип тәһсил қилишқа һәм униңға әмәл қилишқа вә шуниңдәк Исраил ичидә униңдики һөкүм-бәлгүлимиләрни үгитишкә нийәт қилған еди. \b \m \s1 Падиша Артахшаштаниң Әзраға тапшурған ярлиқ хети \m \v 11 Мана бу падиша Артахшашта каһин һәм Тәвратшунас Әзраға тапшурған ярлиқ хетиниң көчүрүлмиси: — (Әзра Пәрвәрдигарниң әмирлиригә аит ишларға һәм Униң Исраилларға тапшурған бәлгүлимилиригә пишқан тәвратшунас еди): — \v 12 «Мәнки падишаларниң падишаси Артахшаштадин асманлардики Худаниң мукәммәл Тәврат-қануниға пишқан тәвратшунас каһин Әзраға салам! \f □ \fr 7:12 \fr*\ft \+bd «Худаниң мукәммәл Тәврат-қануни»\+bd* — бу айәттики «мукәммәл» дегән сөзниң башқа тәрҗимиләрдики орни бизниң тәрҗимимиздикигә охшаш болмаслиғи мүмкин: — Мәсилән «Артахшаштадин... Худаниң қануниға \+bd мукәммәл\+bd* Тәвратшунас болған каһин әзраға...» яки «Артахшаштадин... Әзраға \+bd мукәммәл\+bd* салам (хатирҗәмлик) болғай».\ft*\f* \v 13 Әнди мән шундақ ярлиқ чүшүримәнки, падишалиғимда туруватқан Исраиллардин, шундақла уларниң каһин вә Лавийлиридин кимләр Йерусалимға беришни халиса, һәммиси сениң билән биллә барса болиду. \v 14 Чүнки сән падиша вә униң йәттә мәслиһәтчиси тәрипидин тайинланған екәнсән, қолуңдики Худаниң қанун китавида ейтилғанлири бойичә, Йәһудийә вә Йерусалимға тәкшүрүш-һал сорашқа әвәтилгәнсән. \v 15 Сән падиша вә униң мәслиһәтчилири өз ихтияри билән Исраилниң Худасиға сунған алтун-күмүчләрни көтирип берип униңға тәқдим қил (униң макани Йерусалимдидур); \x + \xo 7:15 \xo*\xt Әзра 8:25\xt*\x* \v 16 Шуниңдәк қолуң пүткүл Бабил өлкисидә қанчилик алтун-күмүчләрни тапалиса, шуни хәлиқ вә каһинлар Йерусалимдики Худаниң өйигә тәқдим қилишқа өз ихтияри билән бәргән соғатларға қошуп апарғин. \v 17 Сән бу пулларға еһтиятчанлиқ билән қурбанлиқлар үчүн топақ, қочқар, қоза вә қошумчә ашлиқ һәдийәлири һәм шарап һәдийәлири сетивелип, буларни Йерусалимдики Худайиңларниң өйидики қурбангаһқа сунғин. \m \v 18 Қалған алтун-күмүчләрни сән вә җәмәтиңдикиләргә қандақ қилиш мувапиқ көрүнсә, Худайиңларниң ирадиси бойичә шундақ қилиңлар. \v 19 Сениң Худайиңниң өйидики ишларға ишлитишкә саңа бәргән қача-қучиларни Йерусалимдики Худаниң алдиға қой. \v 20 Әгәр шуниңдәк саңа Худайиңниң өйидики қалған ишларға чиқим қилидиғанға немә хираҗәт керәк болса, сән падиша ғәзнисидин елип ишләткин. \m \v 21 Шуниң билән мәнки падиша Артахшаштадин дәрияниң шу ғәрип тәрипидики барлиқ ғәзнә бәглиригә шундақ буйруқ чүшүримәнки, асмандики Худаниң Тәврат-қануниниң алими болған каһин Әзра силәрдин немини тәләп қилса, силәр әстайидиллиқ билән униң дегинидәк беҗириңлар. \v 22 Униң алидиғини күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә, зәйтун мейи йүз батқичә болсун, тузға чәк қоюлмисун. \f □ \fr 7:22 \fr*\ft \+bd «күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә,...»\+bd* — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, бәлким 45 килограм болуши мүмкин; шуңа 100 талант күмүч бәлким 4 тонничә болатти; бир «кор» 220 литр, 100 кор буғдай 30 тонна, бир «бат» 22 литр, 100 бат 2200 литр болатти.\ft*\f* \v 23 Асманлардики Худа немини әмир қилса, шу асманлардики Худаниң өйи үчүн әстайидиллиқ билән беҗирилсун; немишкә \add Худаниң\add* ғәзивини падиша вә оғуллириниң падишалиғиға чүшүргидәкмиз? \v 24 Биз шуниму силәргә мәлум қилимизки, умумән каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири вә Худаниң бу өйидә хизмәт қилидиғанларниң һеч қайсисидин баҗ, олпан вә парақ елишқа болмайду. \m \v 25 Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән, Дәрияниң шу ғәрип тәрипидә Худайиңниң Тәврат-қанунини билгән, барлиқ хәлиқниң дәвасини сорайдиған, уларни идарә қилидиған сорақчи вә һакимларни тайинлиғин; вә Тәврат-қанунини билмәйдиғанларға болса, уларға буларни үгитиңлар. \f □ \fr 7:25 \fr*\ft \+bd «Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән...»\+bd* — ибраний тилида «Әнди сән қолуңда тутқан Худайиңниң һекмитигә асасән...».\ft*\f* \v 26 Худайиңниң қануниға вә падишалиқниң қануниға риайә қилмайдиғанлар болса, униң үстидин адаләтлик билән һөкүм чиқирилсун; у өлүмгә, яки сүргүнгә яки мал-мүлкини мусадирә қилишқа вә яки зинданға ташлашқа һөкүм қилинсун». \b \m \s1 Әзраниң Худаға Һәмдусана оқушлири \m \v 27 \add Әзра мундақ деди\add* — Ата-бовилиримизниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падишаниң көңлигә, Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини шундақ көркәм безәш нийитини салди, \v 28 йәнә мени падиша вә мәслиһәтчилири алдида һәм падишаниң мөһтәрәм әмирлири алдида илтипатқа ериштүрди. Пәрвәрдигар Худайимниң қоли мәндә болуп, У мени ғәйрәтләндүргәчкә, өзүм билән биллә \add Йерусалимға\add* чиқишқа Исраиллар ичидин бир нәччә мөтивәрләрни жиғдим. \b \b \m \c 8 \s1 Әзра билән биллә қайтқанларниң сани \m \v 1 Падиша Артахшашта сәлтәнәт сүрүп турған вақитта, Бабилдин мениң билән биллә қайтқанларниң ата җәмәт башлиқлири вә уларниң нәсәбнамилири төвәндикичә: — \m \v 2 Финиһасниң әвлатлиридин Гәршон, Итамарниң әвлатлиридин Даниял, Давутниң әвлатлиридин Һаттуш, \v 3 Шеканияниң әвлатлиридин, йәни Парошниң әвлатлиридин Зәкәрия вә униң билән нәсәбнамидә тизимланған әркәкләр җәмий бир йүз әллик киши; \f □ \fr 8:3 \fr*\ft \+bd «Шеканияниң әвлатлиридин»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси (2-айәт билән бирләштүрүлүп): «Давутниң әвлатлиридин, Һаттуш, йәни Шеканияниң оғли, Парошниң әвлатлиридин... ».\ft*\f* \v 4 Паһат-Моабниң әвлатлиридин Зәраһияһниң оғли Әлйойинай вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз киши; \v 5 Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр үч йүз киши; \f □ \fr 8:5 \fr*\ft \+bd «Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли»\+bd* — кона грекчә тәрҗимиси (LXX)дә «Заттуниң әвлатлиридин Яһазийәлниң оғли Шекания» дейилгән. Бу кона тәрҗимә тоғра болуши мүмкин.\ft*\f* \v 6 Адинниң әвлатлиридин Йонатанниң оғли Әбәд вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр әллик киши; \v 7 Еламниң әвлатлиридин Аталияниң оғли Йәшая вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши; \v 8 Шәфатияниң әвлатлиридин Микаилниң оғли Зәбадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр сәксән киши; \v 9 Йоабниң әвлатлиридин Йәһийәлниң оғли Обадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз он сәккиз киши; \v 10 Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз атмиш киши; \f □ \fr 8:10 \fr*\ft \+bd «Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли»\+bd* — кона грекчә тәрҗимиси (LXX)дә «Баниниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли Шеломит» дейилгән. Бу кона тәрҗимә тоғра болуши мүмкин.\ft*\f* \v 11 Бибайниң әвлатлиридин Бибайниң оғли Зәкәрия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр жигирмә сәккиз киши; \v 12 Азгадниң әвлатлиридин Һаккатанниң оғли Йоһанан вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз он киши; \v 13 Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанларниң исимлири Әлифәләт, Җәийәл вә Шемая болуп, улар билән биллә қайтқан әркәкләр атмиш киши; \f □ \fr 8:13 \fr*\ft \+bd «Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанлар...»\+bd* — яки «Адоникамниң әвлатлиридин, йәни әң ахирида қайтқанлар...»\ft*\f* \v 14 Бигвайниң әвлатлиридин Утай билән Заббуд вә улар билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши. \b \m \s1 Лавийлар билән ибадәтхана хизмәткарлири — йәни «нәтанийлар» — уларниң чақиртилиши \m \v 15 — Мән уларни Ахаваға ақидиған Дәрияниң бойиға жиғдим; биз у йәрдә чедир тикип үч күн турдуқ. Хәлиқни вә каһинларни арилап қарисам у йәрдә Лавийлар йоқ екән. \f □ \fr 8:15 \fr*\ft \+bd «Лавийлар йоқ екән»\+bd* — каһинлар өзлири Лавийлар, әлвәттә (пәқәт Һарунниң әвлатлири каһин болиду); мошу йәрдә дейиливатқини каһинлиқтин башқа роһий хизмәт қилалайдиған Лавийларни көрситиду.\ft*\f* \v 16 Шуңа мән башлиқлардин Әлиезәр, Арийәл, Шемая, Әлнатан, Яриб, Әлнатан, Натан, Зәкәрия билән Мәшулламларни вә уларға қошуп оқумушлуқ алимлардин Йоариб билән Әлнатанни чақиртип келип, \v 17 уларға һавалә қилип Касифия дегән йәргә, Иддо дегән Атаман билән көрүшүшкә әвәттим. Мән Касифия дегән йәрдә Иддоға вә униң ибадәтхана хизмәткарлири болған қериндашлириға дәйдиған гәпләрни ағзиға селип, уларниң бу йәргә Худайимизниң өйи үчүн хизмәт қилидиған хизмәтчиләрни бизгә әкелишни өтүндум. \v 18 Худайимизниң шапаәтлик қоли биздә болғачқа, улар бизгә Исраилниң әвриси, Лавийниң нәвриси Маһлиниң әвлатлири ичидин оқумушлуқ бир адәмни, йәни Шәрәбияни вә униң оғуллири һәм қериндашлири болуп җәмий он сәккиз кишини башлап кәлди. \v 19 Улар йәнә Һашабия вә униң билән биллә Мәрариниң әвлатлиридин Йәшая һәм униң қериндашлири һәм уларниң оғуллири болуп, җәмий жигирмә кишини, \v 20 Йәнә илгири Давут вә униң әмирлири Лавийларниң хизмитидә болушқа тайинлиған «Нәтинийлар»дин икки йүз жигирмә кишини башлап кәлди, буларниң һәммиси исимлири билән тизимланди.\f □ \fr 8:20 \fr*\ft \+bd «Нәтинийлар»\+bd* — ибадәтхана хизмәткарлири.\ft*\f* \b \m \s1 Қайтип келишкә тәйярлиниш \m \v 21 Шу чағда Ахава дәрияси бойида мән Худайимизниң алдида өзүмизни төвән қилип, өзимиз вә кичик балилиримиз һәм барлиқ мал-мүлкимиз үчүн Худайимиздин ақ йол тиләшкә роза тутайли, дәп җакалидим. \v 22 Чүнки биз әслидә падишаға: «Худайимизниң қоли Уни барлиқ издигәнләрниң үстигә илтипат көрситишкә қоюлиду; лекин Униң қудрити билән ғәзиви Өзини ташлиғанларға зәрбә беришкә тәйярдур» дегән едуқ, әнди йәнә униңдин йолдики дүшмәнләргә тақабил турушқа пиядә вә атлиқ ләшкәрләр тайинлап беришни тәләп қилғанлиғимдин хиҗил болуп қалдим. \v 23 Шуниң билән биз роза тутуп Худайимиздин шу иш тоғрилиқ өтүндуқ, у дуайимизни иҗабәт қилди. \b \m \s1 Муқәддәс өй үчүн һәдийә қилинған соғатлар \m \v 24 Мән каһин башлири ичидин он икки адәмни вә Шәрәбия, Һашабия вә улар билән биллә болған ака-укилиридин он адәмни таллап, \v 25 уларға алтун, күмүч вә қача-қучиларни, йәни падиша, униң мәслиһәтчилири, әмирлири вә шуниңдәк шу йәрдә туруватқан барлиқ Исраиллар «көйдүрмә һәдийә» сүпитидә Худайимизниң өйигә һәдийә қилған соғатларни тапшурдум. \x + \xo 8:25 \xo*\xt Әзра 7:14, 15\xt*\x* \v 26 Мән күмүчтин алтә йүз әллик талант, йүз талант еғирлиқтики күмүч қача-қуча, йүз талант алтунни уларниң қолиға өлчәп тапшурдум.\f □ \fr 8:26 \fr*\ft \+bd «күмүчтин алтә йүз әллик талант... йүз талант алтун...»\+bd* — шу дәвирдики Исраиллар арисида бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги бизгә ениқ әмәс; «күмүчниң таланти» болса бәлким 45 килограм, «алтунниң таланти» бәлким 90 килограм болуши мүмкин; шуңа 650 талант күмүч бәлким 29 тонничә болатти, 100 талант күмүч 6.5 тонничә, 100 талант алтун 9 тонничә болатти.\ft*\f* \v 27 Уларға тапшурғанлиримдин йәнә алтун дас жигирмә болуп, қиммити миң дарик, сүпәтлик вә валилдап пақирайдиған мис чоң дас икки болуп, алтундәк қиммәтлик еди. \f □ \fr 8:27 \fr*\ft \+bd «дарик»\+bd* — (яки «драхма») — Парс имперйәсидики бир хил алтун тәңгә; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 400-500 килограм алтунға баравәр еди.\ft*\f* \v 28 Мән уларға: — Силәр Пәрвәрдигарға муқәддәстурсиләр, қача-қучиларму муқәддәстур, алтун-күмүчләр ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарға ихтиярий һәдийә қилинған соғаттур. \v 29 Таки Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләргә йәткүзүп, каһинлар вә Лавийларниң башлири вә Исраилларниң қәбилә-җәмәт башлиқлириниң алдида таразидин өткүзгичә буларни убдан қарап қоғдаңлар, дедим. \v 30 Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Йерусалимдики Худайимизниң өйигә апиридиған, таразидин өткүзүлгән шу алтун-күмүч вә қача-қучиларни тапшурувалди. \b \m \s1 Йерусалимға йетип келиш \m \v 31 Шуниң билән биринчи айниң он иккинчи күни биз Ахава дәриясиниң бойидин қозғилип Йерусалимға чиқишқа маңдуқ. Худайимизниң қоли үстимиздә болғачқа, у бизни дүшмәнлиримиздин вә йолда пайлап турған қарақчилардинму қутқузди. \v 32 Биз Йерусалимға келип у йәрдә үч күн турдуқ; \v 33 төртинчи күни Худайимизниң өйидә алтун-күмүч вә қача-қучилар таразида өлчинип каһин Урияниң оғли Мәрәмотниң қолиға тапшурулди; униң йенида Финиһасниң оғли Әлиазар, йәнә Лавийлардин Йәшуаниң оғли Йозабад билән Биннуийниң оғли Ноадияһлар бар еди. \v 34 Һәммә нәрсә сани бойичә вә еғирлиғи бойичә өлчәнди вә шуниң билән биллә һәр бириниң еғирлиғи пүтүп қоюлди. \m \v 35 Шу чағда әсли елип кетилгәнләрниң әвлатлири, йәни сүргүнлүктин қайтқанлар Исраилларниң Худасиға «көйдүрмә қурбанлиқ» сүпитидә пүткүл Исраил үчүн он икки топақ, тохсән алтә қочқар, йәтмиш йәттә қоза сунди, йәнә гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текә сунди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ еди. \v 36 Улар падишаниң ярлиқ хәтлирини падишаниң валийлириға вә Дәрияниң бу ғәрип тәрипидики һөкүмдарларға тапшурувиди, улар хәлиққә вә Худаниң өйиниң ишлириға изчил ярдәм бәрди. \b \b \m \c 9 \s1 Хәлиқниң ят әлләргә әгишип садақәтсизлиқ қилиши — Әзраниң Исраилниң гуналирини тонуп дуа қилиши \m \v 1 Бу ишлар пүткәндин кейин әмирләр мениң билән көрүшкили йенимға келип: — Исраиллар, каһинлар вә Лавийлар өзлирини мошу зиминлардики таипиләрдин, йәни уларниң жиркиничлик адәтлиридин айрип турмиди, — демәк, улар Ⱪананийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Йәбусийлар, Аммонийлар, Моабийлар, Мисирлиқлар вә Аморийларға әгишип маңди. \v 2 Чүнки улар бу ят таипиләрдин өзлиригә вә оғуллириға хотун елип берип, \add Худаға\add* хас муқәддәс нәсилни мошу зиминлардики таипиләр билән арилаштурувәтти; униң үстигә, әмирләр билән әмәлдарлар бу садақәтсизликниң башламчилиридур, — дейишти. \m \v 3 Мән бу ишни аңлапла көйнәк билән тонумни житип, чач-сақаллиримни жулуп ғәм-қайғуға чүшүп олтирип кәттим. \v 4 Вә Исраилниң Худасиниң сөзлиридин қорқуп титригәнләрниң һәр бири сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги түпәйлидин йенимға кәлди. Мән таки кәчлик қурбанлиқ сунулғичә ғәм-қайғуға чөмүп олтардим. \m \v 5 Кәчлик қурбанлиқ вақтида мән өзүмни төвән қилған һаләттин туруп, көйнәк вә тонум житиқ һалда Худайим Пәрвәрдигарға йүзлинип тизлинип олтирип, қоллиримни йейип, \v 6 дуа қилип: — «Аһ Худайим, шәрмәндиликтә йүзүмни саңа қаритиштин иза тартмақтимән, и Худайим; чүнки қәбиһликлиримиз толилиғидин башлиримиздин ашти, асийлиқ-итаәтсизлигимиз асманларға тақашти. \x + \xo 9:6 \xo*\xt Зәб. 37:5\xt*\x* \v 7 Ата-бовилиримизниң күнлиридин тартип бүгүнгә қәдәр зор итаәтсизликтә жүрүп кәлдуқ, шуңа қәбиһликлиримиз түпәйлидин биз, бизниң падишалиримиз вә каһинлиримиз худди бүгүнки күндикидәк һәр қайси жутлардики падишаларниң қолиға чүшүп, қиличқа, сүргүнлүккә, булаң-талаңға, номусқа тапшурулдуқ.\f □ \fr 9:7 \fr*\ft \+bd «номусқа тапшурулдуқ»\+bd* — ибраний тилида «йүзи чүшкәнлигигә тапшурулдуқ».\ft*\f* \m \v 8 Әнди һазир азғинә вақит Худайимиз көзлиримизни нурландуруп, қуллуғимизда бизгә азғина арам берилсун дәп, қечип қутулған бир қалдини сақлап қелип, бизгә өзиниң муқәддәс җайидин худди қаққан қозуқтәк муқим орун берип, бизгә Худайимиз Пәрвәрдигардин илтипат көрситилди. \f □ \fr 9:8 \fr*\ft \+bd «бизгә өзиниң муқәддәс җайидин худди қаққан қозуқтәк муқим орун берип,...»\+bd* — «Йәш.» 22:20-24ни көрүң.\ft*\f* \v 9 Чүнки биз һазир қуллармиз; һалбуки, Худайимиз мошу қуллуғимизда йәнила бизни ташливәтмәй, бәлки Парс падишалириниң алдида рәһимгә ериштүрүп, Худайимизниң өйини селип, харабиләшкән җайлирини яңливаштин оңлашқа бизни роһландурди, шундақла бизни Йәһудийә вә Йерусалимда сепиллиқ қилди. \f □ \fr 9:9 \fr*\ft \+bd «...бизни Йәһудийә вә Йерусалимда сепиллиқ қилди»\+bd* — «сепиллиқ» мошу йәрдә асасән көчмә мәнидә ишлитилгән болса керәк. Чүнки Йерусалимдики сепил мошу вақитта техи қурулмиған еди («Нәһ.» 1-бапни көрүң).\ft*\f* \v 10-11 И Худа, биз бу \add илтипатлар\add* алдида йәнә немә дейәләймиз? Чүнки биз йәнила Сениң мөмин бәндилириң болған пәйғәмбәрләр арқилиқ тапилған әмирлириңни ташливәттуқ; Сән \add улар арқилиқ\add*: «Силәр кирип мирас қилип егиләйдиған зимин болса, шу зиминдики таипиләрниң ипласлиғи билән булғанған бир зимин; чүнки улар түрлүк напаклиқларни қилип, жиркинчлик адәтлири билән бу зиминни бу чәттин у четиғичә толдурувәтти. \x + \xo 9:10-11 \xo*\xt Лав. 18:25, 27; Қан. 7:3\xt*\x* \v 12 Шуңа силәр қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәңлар, оғуллириңларға уларниң қизлирини елип бәрмәңлар; силәр күчийип, зиминниң назу-немәтлиридин йейишкә, зиминни әбәдил-әбәт әвлатлириңларға мирас қилип қалдуруш үчүн мәңгү уларниң аман-течлиғи яки мәнпәитини һәргиз издимәңлар» — дегән едиң. \v 13 Бизниң рәзил қилмишлиримиз вә наһайити еғир итаәтсизлигимиз түпәйлидин бу һәммә бала-қаза бешимизға кәлгән еди вә Сән, и Худайимиз, қәбиһликлиримизгә тегишлик болған җазайимизни йениклитип, бизгә бүгүнкидәк ниҗатлиқ илтипатни көрсәткән туруқлуқ, \f □ \fr 9:13 \fr*\ft \+bd «бизгә бүгүнкидәк ниҗат илтипатини көрсәткән»\+bd* — бу ибариниң башқа бир хил тәрҗимиси: «бизгә бүгүнкидәк қутулдурулған қалди қалдурған».\ft*\f* \v 14 биз қандақму йәнә әмирлириңгә хилаплиқ қилип, бундақ жиркиничлик қаидиләрни тутқан бу таипиләр билән никаһлиниверимиз? Мабада шундақ қилидиған болсақ, Сән бизгә ғәзәплинип, бизгә бир қалди яки қутулғидәк бирисиниму қалдурмай йоқатмай қаламсән? \v 15 И Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар, Сән һәққанийдурсән! Шу сәвәптин биз бүгүнкидәк қутулуп қалған бир қалдимиз. Қара, биз Сениң алдиңда итаәтсизликлиримиздә туруватимиз, шуңа Сениң алдиңда һеч қайсимиз тик туралмай қалдуқ» — дедим. \b \b \m \c 10 \s1 Гунайини тонуп, қилған дуаниң нәтиҗиси \m \v 1 Әзра дуа қилип, гунайини тонуп жиғлап Худаниң өйи алдида жиқилип дүм ятқан чағда, Исраиллардин наһайити чоң бир җамаәт, әр-аяллар вә балилар униң йениға келип жиғилди; көпчиликму қаттиқ жиғлап кетишти. \v 2 Еламниң әвлатлиридин, Йәһийәлниң оғли Шекания әзраға: — Биз Худайимизға садақәтсизлик қилип бу зиминдики ят таипиләрдин хотун аптуқ. Һалбуки, Исраил үчүн йәнила үмүт бар; \v 3 биз әнди Худайимиз билән әһдилишәйли, ғоҗамниң вә Худайимизниң әмирлиридин қорқуп титригәнләрниң нәсиһитигә асасән бу хотунларни вә улардин төрәлгән пәрзәнтләрни йолға селип қояйли. Һәммә иш Тәврат қануни бойичә қилинсун. \v 4 Тур! Бу иш саңа бағлиқтур, биз сени қоллаймиз; җүръәтлик болуп ишни ада қилғин, — деди. \m \v 5 Шуниң билән Әзра орнидин қопуп, каһинларниң Лавийларниң вә пүткүл Исраил җамаитиниң башлиқлирини шу сөз бойичә иш қилимиз, дәп қәсәм ичишкә үндиди, улар қәсәм ичти. \m \v 6 Андин Әзра Худаниң өйи алдидин қопуп Әлияшибниң оғли Йәһоһананниң өйигә кирди; у у йәргә кәлгәндә ғизаму йемиди, суму ичмиди, чүнки у сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги үчүн ечинатти. \v 7 Шуниң билән Йәһудийә вә Йерусалимда сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң һәммисигә җакалинип, Йерусалимға жиғилиңлар, \v 8 әмирләр вә ақсақалларниң нәсиһити бойичә, кимки үч күн ичидә йетип кәлмисә, униң пүтүн мал-мүлки мусадирә қилиниду, сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң җамаитидинму айрилиду, дәп, җакарнамә чиқирилди. \v 9 Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики барлиқ әрләр үч күнгичә Йерусалимға жиғилип болди. У тоққузинчи айниң жигирминчи күни еди; барлиқ хәлиқ Худаниң өйиниң һойлисидики мәйданға келип олтарди, көпчилик бу иштин қорқачқа, шуниңдәк қаттиқ яққан ямғур түпәйлидин, титрәп кетишти. \v 10 Каһин Әзра орнидин қопуп уларға: — Силәр Худаға садақәтсизлик қилип ят таипиләрниң қизлирини хотунлуққа елип Исраилларниң итаәтсизлигини ашурдуңлар. \v 11 Әнди силәр ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар алдида гунайиңларни тонуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилип, өзүңларни бу зиминдики таипиләрдин вә бу ят әллик хотунлириңлардин арини очуқ қилиңлар, деди. \m \v 12 Пүтүн җамаәт жуқури авазда җавап берип: — Мақул, биз өзлириниң шу гәплири бойичә иш көримиз. \v 13 Бирақ адәмләр бәк көп, йәнә келип ямғур пәсли болғачқа талада туралмаймиз; униң үстигә бу дегән бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс, чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур! \f □ \fr 10:13 \fr*\ft \+bd «чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур!»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки биз бу ишта бәк еғир итаәтсизлик қилғанмиз».\ft*\f* \v 14 Худаниң мошу иш түпәйли кәлгән қаттиқ ғәзивиниң биздин кәткичә, башлиқлиримиз пүткүл җамаәткә вәкил болуп Пәрвәрдигарниң алдида турсун; бизниң һәр қайси шәһәрлиримиздә ят әлләрдин хотун алғанларму бәлгүләнгән вақитта шу шәһәрниң ақсақал вә һакимлири билән бирликтә келип бу ишни бир тәрәп қилсун, — деди. \m \v 15 Бу ишқа пәқәт Асаһәлниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яһзия қарши чиқти, Мәшуллам билән Лавий Шаббитай уларни қоллиди. \v 16 Шуниң билән сүргүндин қайтип кәлгәнләр әнә шундақ қилди. Каһин Әзра вә ата җәмәтлириниң башлиқлири болғанлар җәмәти бойичә бу ишқа айрилди; уларниң һәммиси исмилири бойичә тизимланди. Улар онинчи айниң биринчи күни бу ишни тәкшүрүп бир тәрәп қилишқа киришти. \v 17 Улар ят әллик хотунларни алған әрләрниң сориғини биринчи айниң биринчи күни түгәтти. \b \m \s1 Ят әлләрдин хотун алғанларниң тизимлиги \m \v 18 Каһинларниң әвлатлири ичидә ят әллик хотунларни алғанлардин мошулар чиқти: — Йозадакниң оғли Йәшуаниң вә униң қериндашлириниң әвлатлиридин: — Маасеяһ, Әлиезәр, Яриб, Гәдалия. \v 19 Улар хотунлиримизни йолға селип қойимиз дәп \add қәсәм қилип\add* қол беришти вә гунайи үчүн итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә қой падисидин бир қочқарни сунди. \v 20 Иммәрниң әвлатлиридин Һанани билән Зәбадия; \v 21 Һаримниң әвлатлири ичидә Маасеяһ, Елияһ, Шемая, Йәһийәл вә Уззия; \f □ \fr 10:21 \fr*\ft \+bd «Елияһ»\+bd* — бу исим әрәб тилида, шундақла уйғур тилида «Илияс» дейилиду.\ft*\f* \v 22 Пашхурниң әвлатлиридин Әлйойинай, Маасеяһ, Исмаил, Нәтанәл, Йозабад вә Әласаһ. \m \v 23 Лавийлар ичидә Йозабад, Шимәй, Келая («Келита»му дейилиду), Питаһия, Йәһуда билән Әлиезәр; \v 24 ғәзәлкәшләр ичидә Әлияшиб; дәрвазивәнләр ичидә Шаллум, Тәләм, Ури. \m \v 25 Исраиллардин: — Парошниң әвлатлиридин Рамия, Йиззия, Малкия, Миямин, Әлиазар, Малкия, Беная; \v 26 Еламниң әвлатлиридин Маттания, Зәкәрия, Йәһийәл, Абди, Йәримот билән Елияһ; \v 27 Заттуниң әвлатлиридин Әлйойинай, Әлияшиб, Маттания, Йәримот, Забад билән Азиза; \v 28 Бибайниң әвлатлиридин Йоһоһанан, Һанания, Заббай билән Атлай; \v 29 Баниниң әвлатлиридин Мәшуллам, Маллуқ, Адая, Яшуб, Шеал билән Рамот; \f □ \fr 10:29 \fr*\ft \+bd «Рамот»\+bd* — яки «Йәрәмот».\ft*\f* \v 30 Паһат-Моабниң әвлатлиридин Адна, Җилал, Беная, Маасеяһ, Маттания, Бәзаләл, Биннуий билән Манассәһ; \v 31 Һаримниң әвлатлиридин Әлиезәр, Йишия, Малкия, Шемая, Шимеон, \v 32 Бинямин, Маллуқ вә Шәмария; \v 33 Хашумниң әвлатлиридин Маттинай, Маттатаһ, Забад, Әлифәләт, Йәрәмай, Манассәһ вә Шимәй; \v 34 Баниниң әвлатлиридин Мадай, Амрам, Уәл, \v 35 Беная, Бәдия, Келуһай, \v 36 Вания, Мәрәмот, Әлияшиб, \v 37 Маттанияһ, Маттинай, Яасу, \v 38 Бани, Биннуий, Шимәй, \v 39 Шәләмия, Натан, Адая, \v 40 Макнадибай, Шашай, Шарай, \v 41 Азарәл, Шәләмия, Шәмария, \v 42 Шаллум, Амария, Йүсүп; \v 43 Небониң әвлатлиридин Җәийәл, Маттитияһ, Забад, Зебина, Яддай, Йоел вә Беная. \v 44 Буларниң һәммиси ят әллик хотунларни алғанлар еди, вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди.\f □ \fr 10:44 \fr*\ft \+bd «вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: — «... вә шуниң билән улар хотунлирини вә пәрзәнтлирини йолға селивәтти». Бу айәтниң тексттә кәмтүклүк болуши мүмкин. Шуңа мәнаси ениқ әмәс.\ft*\f*\fig Тәврат дәвриниң тарихини көрситидиған карта|src="geographicalsummaryot-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Әзра» 10"\fig*