\id EST \ide UTF-8 \h Әстәр \toc1 Әстәр \toc2 Әстәр \toc3 Әст. \mt1 Әстәр \c 1 \s1 Падиша Аһашверошниң вәзир-вузраларға катта зияпәт бериши \m \v 1 Аһашверош (Һиндистандин Һәбәшистанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған Аһашверош)ниң тәхттики күнлиридә шундақ бир вақиә болди: —\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Аһашверош»\+bd* — Парс императори болған мошу «Аһашверош» «Ксәрксис И»ниң өзи шу (миладийәдин илгири 486-464-жиллар). Испат барки, «Аһашверош» (парс тилида «Аһашверош», грек тилида «Ксәрксис» дейилиду) дегән сөз кишиниң исми болмастин, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. \+bd «Һәбәшстан»\+bd* — һазирқи Ефиопийә.\ft*\f* \m \v 2 Шу күнләрдә, у падиша Аһашверош Шушан қәлъәсидики шаһанә тәхтидә олтарғинида, \f □ \fr 1:2 \fr*\ft \+bd «Шушан»\+bd* — гаһи вақитларда «Суза» дәп атилиду.\ft*\f* \v 3 у сәлтәнәт сүрүп үчинчи жили барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға зияпәт бәрди; Парс вә Медианиң қошуни, шуниңдәк һәр қайси өлкиләрниң есилзадилири вә бәглириниң һәммиси униң һозуриға һазир болди. \f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «Медианиң қошуни»\+bd* — бәзи алимлар бу сөзни «Медианиң қошун сәрдарлири» дәп чүшиниду.\ft*\f* \v 4 У сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини көп күнләр, йәни бир йүз сәксән күн көргәзмә қилди. \f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «У ... зияпәт бәрди... ...сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини... көргәзмә қилди»\+bd* — бәзи тарихшунаслар шу катта зияпәтниң мәхсити Парс империйәсиниң Җаван (Гретсийә)гә таҗавуз қилишини планлаш вә тәйярлиқ көрүш үчүн еди, дәп қарайду.\ft*\f* \v 5 Бу күнләр өтүп кәткәндин кейин падиша йәнә Шушан қәлъәсидики барлиқ хәлиққә чоң-кичик демәй, ординиң чарбеғидики һойлида йәттә күн зияпәт бәрди. \v 6 У йәр ақ вә көк кәндир жиптин тоқулған пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләргә бекитилгән күмүч һалқиларға ақ рәңлик кәндир жип вә сөсүн жуңлуқ шойнилар билән есилған еди; ақ қашташ вә ақ мәрмәр ташлар, сәдәп вә қара мәрмәр ташлар ятқузулған мәйдан үстигә алтун-күмүчтин ясалған диванлар қоюлған еди. \f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «ақ қашташ»\+bd* — яки «қизил мәрмәр».\ft*\f* \v 7 Ичимликләр алтун җамларда тутуп ичиләтти; җамлар бир-биригә охшимайтти; шаһанә мәй-шараплар падишаниң сәлтәнитигә яриша мол еди. \v 8 Шарап ичиш қаидиси бойичә, зорлашқа рухсәт қилинмайтти; чүнки падиша ордидики барлиқ ғоҗидарларға, һәр кимниң ичиши өз хаһиши бойичә болсун, дәп бекитип бәргән еди. \m \v 9 Ханиш Ваштиму падиша Аһашверошниң ордисида аяллар үчүн зияпәт бәрди. \b \m \s1 Ханиш Ваштиниң ярлиққа қаршилиқ көрситиши \m \v 10 Йәттинчи күни Аһашверош падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, алдида хизмитидә турған Мәһуман, Бизта, Һарбона, Бигта, Абагта, Зетар, Каркас дегән йәттә һәрәмъағисини \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «йәттә һәрәмъағиси»\+bd* — һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға мәсъул болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилмайтти вә пәрзәнтму қалдуралмайтти.\ft*\f* \v 11 ханиш Ваштиниң пухралар вә әмирләрниң алдида гөзәллигини көрсәтсун дәп, уни ханишлиқ таҗини кийип келишкә чарқирғили әвәтти; чүнки у толиму чирайлиқ еди. \v 12 Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у келишни рәт қилди; шуниң билән падиша интайин ғәзәплинип, униң қәһри өрлиди. \b \m \s1 Ваштиниң ханишлиқтин қалдурулуши \m \v 13 Шу вақитларда падишаниң ишлири тоғрилиқ қанун-әһкамларни пишшиқ билгәнләрдин мәслиһәт сораш адити бар еди; шуңа падиша вәзийәтни пишшиқ чүшинидиған данишмәнләрдин сориди \v 14 (у чағда данишмәнләрдин униң йенида Каршина, Шетар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсена, Мәмукан қатарлиқ йәттә Парс билән Медианиң әмирлири бар еди; улар дайим падиша билән көрүшүп туратти, падишалиқта улар алдинқи қатарда туратти). \f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «дайим падиша билән көрүшүп туратти»\+bd* — ибраний тилида «дайим падишаниң йүзини көрүп туратти».\ft*\f* \v 15 Падиша улардин: — Ханиш Вашти мәнки падиша Аһашверошниң һәрәмъағилар арқилиқ йәткүзгән әмрим бойичә иш қилмиғини үчүн уни қанун бойичә қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди. \m \v 16 Мәмукан падиша вә әмирләрниң алдида җавап берип: — Ханиш Вашти алийлириниң зитиға тегипла қалмай, бәлки падишасимиз Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики барлиқ әмирләр вә барлиқ пухраларниңму зитиға тәгди. \v 17 Чүнки ханишниң шу қилғини барлиқ аялларниң қулиқиға йәтсә, улар «Падиша Аһашверош: «Ханиши Ваштини йенимға елип келиңлар» дәп әмир қилса, у кәлмәпту!» дәп өз әрлирини мәнситмәйдиған қилип қойиду. \v 18 Парс вә Медиадики мәликә-ханимлар ханишниң бу ишини аңлап, бүгүнла падишаниң барлиқ бәг-әмирлиригә шуниңға охшаш дәйдиған болиду, шуниң билән мәнситмәслик вә хапилиқ үзүлмәйду. \f □ \fr 1:18 \fr*\ft \+bd «...хапилиқ үзүлмәйду»\+bd* — ибраний тилида «....хапалиқ купайә болиду» яки «...хапалиқ йетәрлик болиду!».\ft*\f* \v 19 Падишасимға мувапиқ көрүнсә, алийлиридин мундақ бир ярлиқ чүшүрүлсун, шуниңдәк у Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки, Вашти иккинчи падиша Аһашверошниң һозуриға кәлмигәй; униң ханишлиқ мәртивиси униңдин яхши бирисигә берилгәй. \f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки...»\+bd* — оқурмәнләргә аянки, Парс-Медиа империйәсиниң барлиқ қанунлири чиқирилғандин кейин қәтъий өзгәртишкә, бекар қилишқа болмайду, дәп бекитилгән.\ft*\f* \v 20 Алийлириниң җакалиған ярлиғи пүтүн сәлтәнитигә йетип аңланған һаман (униң сәлтәнитиниң зимини бепаян болсиму), аялларниң һәр бири өз еригә, мәйли чоң болсун кичик болсун уларға һөрмәт қилидиған болиду, — деди. \m \v 21 Мәмуканниң бу гепи падиша билән әмирлирини хуш қилди; падиша униң гепи бойичә иш көрди. \v 22 У падишаниң барлиқ өлкилиригә, һәр бир өлгигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләткә өз тили билән хәтләрни әвәтип: «Һәр бир әр киши өз аилиси ичидә ғоҗайин болсун, шундақла өз ана тили билән сөзлисун» дегән әмирни чүшүрди. \f □ \fr 1:22 \fr*\ft \+bd «өз ана тили билән сөзлисун»\+bd* — бу сөзниң мәхсити бәлким әр кишиниң өз өйидә қайси тилниң ишлитилишигә һоқуқи бар дәп тәкитләш үчүн болса керәк.\ft*\f* \b \b \m \c 2 \s1 Йеңи ханиш таллаш \m \v 1 Бу ишлар өтүп, падиша Аһашверошниң ғәзиви бесилғанда, у Ваштини сеғинип, униң қилғинини һәм униң үстидин чиқирилған ярлиғи һәққидә әсләп ойлинип қалди. \f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «әсләп ойлинип қалди»\+bd* — ибраний тилида бу сөзләрдин бир хил пушайманниң пуриғи чиқиду.\ft*\f* \v 2 Шу сәвәптин падишаниң хизмитидә турған ғоҗидарлар униңға: — Алийлири үчүн саһибҗамал яш қизларни издәп тепип кәлтүргәйла; \v 3 алийлири падишалиғидики һәр қайси өлкиләрдә барлиқ гөзәл қизларни жиғип, Шушан қәлъәсидики һәрәмсарайға кәлтүрүшкә әмәлдарларни тәйингәйла; қизлар ордидики қиз-аялларға мәсъул болған һәрәмъағиси Һегайниң қолиға тапшурулғай; уларға керәклик упа-әңликләр тәминләнгәй. \v 4 Алийлирини сөйүндүргән қиз Ваштиниң орнини бесип ханиш болсун, деди. \m Бу гәп падишани хуш қилди вә у шундақ қилди. \b \m \s1 Әстәрниң ордиға киргүзүлүши \m \v 5 Шушан қәлъәсидә Бинямин қәбилисидин, Кишниң әвриси, Шимәйниң нәвриси, Яирниң оғли Мордикай исимлиқ бир Йәһудий бар еди \v 6 (Киш болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәконияһ билән бир топ кишиләрни тутқун қилип Йерусалимдин әкәткәндә, улар билән биллә әсир қилинип кетилгән еди). \x + \xo 2:6 \xo*\xt 2Пад. 24:14\xt*\x* \v 7 Мордикай өзиниң тағисиниң қизи Һадассаһни (йәни Әстәр) беқип чоң қилған еди, чүнки униң ата-аниси йоқ еди. Бу қиз гөзәл, тәқи-турқи келишкән еди; ата-аниси өлүп кәткән болғачқа Мордикай уни өз қизи қатарида беқип чоң қилған еди. \v 8 Падишаһниң әмри вә ярлиғи җакаланғандин кейин нурғун қизлар Шушан қәлъәсигә кәлтүрүлүп Һегайниң қолиға тапшурулди; шундақ болдики, Әстәрму ордиға кәлтүрүлүп ордидики қиз-аялларға мәсъул болған Һегайниң қолиға тапшурулди. \v 9 Әстәр Һегайға яққан болуп, у униңға илтипат көрсәтти; у тезла униңға упа-әңлик вә тегишлик йемәкликләрни тәминлиди һәм ордидин униңға талланған йәттә кенизәкни бәрди; андин уни кенизәклири билән һәрәмсарайниң әң есил җайидин орун бәрди. \v 10 Әстәр өзиниң миллити вә теги-тәктини һеч кимгә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға буни ашкарилимаслиқни тапилиған еди. \v 11 Мордикай Әстәрниң һал-әһвалидин хәвәр тепиш вә униңға қандақ муамилә қилинидиғанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмсарайниң һойлиси алдида айлинип жүрәтти. \v 12 Қизларға аит рәсмийәт бойичә, һәр бир қизниң ордиға кирип падиша Аһашверош билән биллә болуш нөвитидин авал, он икки ай бәдинини тазилиши керәк еди, чүнки қизларниң «тазилиниш күнлири» мундақ йол билән ада қилинатти: — алтә ай мурмәкки мейи билән, алтә ай әтир-әңлик вә шундақла қизларниң бәдинини пакизлайдиған башқа буюмлар билән пәрдаз қилиниши керәк еди. \v 13 Қиз падишаниң һозуриға киридиған чағда мундақ қаидә бар еди: — Ордиға киргәндә униң немә тәливи болса, шулар һәрәмсарайдин униңға бериләтти. \v 14 Қиз ахшими кирип кетип, әтиси әтигәндә қайтип чиққанда һәрәмсарайниң «иккинчи бөлүм»игә қайтурулуп, тоқал-кенизәкләргә мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Шаашғазниң қолиға тапшурулатти; падиша у қизға амрақ болуп қелип, исмини атап чақирмиғичә, у иккинчи ордиға кирип падиша билән биллә болмайтти. \v 15 Мордикайниң тағиси Абихаилниң қизи Әстәр, йәни Мордикай өз қизи қилип беқивалған қизниң падиша билән биллә болушқа кириш нөвити кәлгәндә, у қизларға мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Һегай өзигә тәйярлап бәргән нәрсиләрдин башқа һеч нәрсини тәләп қилмиди. Әстәрни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти. \b \m \s1 Әстәрниң ханиш қилип тиклиниши \m \v 16 Падиша Аһашверош сәлтәнәт сүрүп йәттинчи жилиниң онинчи ейиға, йәни Тәбәт ейиға кәлгәндә, Әстәр униң билән биллә болушқа шаһанә ордиға башлап кирилди . \f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «йәттинчи жилиниң онинчи ейи»\+bd* — «Әстәр» дегән китапта айлар әгәр сан бойичә елинған болса, ибраний календаридики вақитни көрситиду. Әгәр айлар исми билән елинған болса, Парс календаридики вақитни көрситиду. Ушбу айәттики вақит тәхминән миладийәдин илгәрки 478-жилниң он иккинчи ейиға тоғра келиду.\ft*\f* \v 17 Падиша Әстәрни башқа барлиқ қизлардин яхши көрүп қалғачқа, шундақла Әстәр униң илтипати һәм амрақлиғиға еришкән болғачқа, падиша ханиш таҗини униң бешиға кийдүрүп, уни Ваштиниң орниға ханиш қилип тиклиди. \v 18 Андин падиша өзиниң барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға Әстәрниң иззәт-һөрмити үчүн катта зияпәт бәрди; у йәнә һәр қайси өлкиләргә баҗ-алвандин азат мәзгил болсун дәп елан чиқарди һәмдә шаһанә байлиқлиридин сехийлиқ билән инъамларни бәрди.\f □ \fr 2:18 \fr*\ft \+bd «баҗ-алвандин азат мәзгил болсун дәп елан чиқарди»\+bd* — яки «дәм елиш болсун дәп елан чиқарди». Ибраний тилида ««бир «азат» җакалиди».\ft*\f* \b \m \s1 Мордикайниң сүйқәстни паш қилиши \m \v 19 Иккинчи қетим қизлар шундақ жиғилған вақитта Мордикайниң орда дәрвазисида олтиридиған орни бар болған еди \f □ \fr 2:19 \fr*\ft \+bd «Иккинчи қетим қизлар шундақ жиғилған вақит»\+bd* — бу «жиғилиш» дегәнниң немә екәнлиги һазир ениқ әмәс. Бәзи алимлар падиша Әстәрни ханиш дәп тиклигәндин кейин, иккинчи бир тоқални алмақчи еди, дәп қарайду. «Мордикайниң орда дәрвазисида олтиридиған орни бар еди» дегән сөзләр Мордикайниң мәнсәпдар болуп тикләнгәнлигини көрситиду. Чүнки шу күнләрдә мәлум җайниң әмәлдарлири яки ақсақаллири, шундақла сорақчилар иш беҗириш үчүн шәһәр дәрвазисида яки орда дәрвазисида олтиратти.\ft*\f* \v 20 (Әстәр Мордикайниң тапилиғини бойичә, өзиниң миллити вә теги-тәктини йәнила башқиларға ейтмиған еди; чүнки Әстәр Мордикайниң гепини илгири баққан вақтида аңлиғандәк аңлайтти). \v 21 У күнләрдә, Мордикай орда дәрвазисидики орнида олтарған вақтида, падишаниң Бигтан вә Тәрәш дегән икки дәрвазивән һәрәмъағиси падиша Аһашверошқа ғәзәплинип, униңға қол селишни қәстләватқан еди. \v 22 Бу сүйқәстни Мордикай сезип қелип, уни ханиш Әстәргә ейтти; Әстәр бу ишни Мордикайниң намида падишаға сөзләп бәрди. \v 23 Бу иш сүрүштә қилинивиди, раст болуп чиқти вә у иккиси дарға есилди. Бу вақиә падишаниң көз алдида тарих-тәзкирә китавида пүтүлди. \b \b \m \c 3 \s1 Һаманниң Йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйқәсти \m \v 1 Бу ишлардин кейин падиша Аһашверош Агагийлардин болған Һаммидатаниң оғли Һаманниң мәнсивини өстүрди; падиша униң орнини өстүрүп, өзи билән биллә ишләйдиған барлиқ әмирләрниңкидин жуқури қилди. \v 2 Падиша униң һәққидә әмир қилғачқа, орда дәрвазисида турған падишаниң барлиқ әмәлдарлири Һаманниң алдида тазим қилип баш уратти; лекин Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди. \f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «...Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди»\+bd* — Мордикайниң тазим қилмаслиғи яки баш урмаслиғиниң сәвәви бәлким Тәвраттики «Қан.» 25:17-19дики хатирә түпәйлидин болса керәк. Һаман Амаләк еди, Амаләкләр болса Исраилниң кона рәқиби еди. Һаман әслидә Самуил пәйғәмбәр өлтүргән Амаләк болған Агаг падишаниң әвлади болғачқа, бәлким Йәһудий хәлқигә техиму өч болуши мүмкин («Мис.» 17:8-16, «1Сам.» 15:17-23, «Қан.» 25:17-19ни көрүң). \ft*\fp Мәлум бир кишигә тазим қилиш Тәвратқа хилап иш әмәс. Тәврат дәвридә Исраиллар өз падишалириға шундақ тазим қилатти яки гаһи вақитларда бир-биригә тазим қилатти. «Яр.» 23:7, «1Сам.» 24:8, «2Сам.» 14:4, «1Пад.» 1:16ни көрүң. У «бутпәрәслик» һесапланмайтти.\fp*\f* \v 3 Орда дәрвазисида турған падишаниң хизмәткарлири Мордикайдин: — Сили немишкә падишаниң әмригә хилаплиқ қилидила? — дәп сорайтти. \v 4 Шундақ болдики, улар һәр күни несиһәт қилишқан болсиму, у қулақ салмиғандин кейин, улар: — Қени, Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу, дәп буни Һаманға ейтти; чүнки у уларға өзиниң Йәһудий екәнлигини ейтқан еди. \f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу?»\+bd* — ибраний тилида «Мордикайниң ишлири тураламду-йоқ, бир көрәйличу?» дейилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қени Мордикай гепидә ахириғичә чиң тураламдикин, бир көрәйличу?».\ft*\f* \v 5 Һаман Мордикайниң өзигә баш уруп тазим қилмиғанлиғини көрүп қаттиқ ғәзәпләнди. \v 6 Лекин у «Мордикайниң үстигә қол селишни кичиккинә бир иш» дәп һесаплиди; чүнки улар Мордикайниң миллитини униңға дәп қойған еди; шуңа Һаман Аһашверошниң пүткүл падишалиғидики Йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини бирақла йоқитиш йолини издәп жүрди. \b \m \s1 Һаманниң Йәһудийларниң нәслини қурутуветишни қәстлиши \m \v 7 Падиша Аһашверошниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида, бириси Һаманниң алдида \add қутлуқ\add* ай-күнни бекитиш үчүн һәр күн, һәр ай бойичә «пур», йәни чәк ташливиди, он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти. \f □ \fr 3:7 \fr*\ft \+bd ««пур», йәни чәк ... он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти»\+bd* — чәкниң он иккинчи айға чиқиши интайин әҗайип иш еди. Биз шу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \v 8 Һаман падиша Аһашверошқа: — Падишаһлиқлириниң һәр қайси өлкилиридики әл-милләтләр арисида чечилип яшаватқан бир хәлиқ бар; уларниң қанун-бәлгүлимилири башқа хәлиқләрниңкигә охшимайду, улар алийлириниң қанун-бәлгүлимилиригиму бойсунмайду; шуңа уларниң яшишиға йол қоюш алийлириға һеч пайда йәткүзмәйду. \v 9 Әгәр падишасимға лайиқ көрүнсә, уларни йоқитиш тоғрилиқ ярлиқ пүтүп чүшүргәйла; мана мән өз йенимдин он миң талант күмүчни алийлириниң ғәзнилиригә селиш үчүн падишалиқниң ишлирини башқуридиған хадимларниң қолиға тапшуримән, деди.\f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «он миң талант»\+bd* — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, Парс империйәси бойичә бәлким 34-45 килограм болуши мүмкин; шуңа 10000 талант күмүч бәлким аз дегәндә 340 тонничә болатти; бу пәвқулъаддә көп пул падишаниң жиллиқ кириминиң үчтин икки қисмиға баравәр болуп, пара һесаплинатти; шүбһисизки, мошу пара бәлким Йәһудий хәлқи йоқитилса, улар тапшуридиған баҗларниң орниға болсун дәп берилгән; лекин у Йәһудийлар тапшурушқа тегишлик баҗдин хеләла көп еди. Һаман «хәлиқ»ниң Йәһудий хәлқи екәнлигини тилға елишқа петиналмиди; чүнки бурунқи Парс императорлири Йәһудий хәлқигә чоң һөрмәт билдүрүп кәлгән еди.\ft*\f* \m \v 10 Шуниң билән падиша өзиниң бармиғидин үзүкни сийрип чиқирип, Йәһудийларниң рәқиби, Агагий Һаммидатаниң оғли Һаманға берип: \v 11 — Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим, у хәлиқниму саңа тапшурдум, уларни қандақ қилишни халисаң, шундақ қил! — деди.\f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди бу сениң пулуң болғандин кейин, қобул қилай».\ft*\f* \b \m \s1 Падишаһниң Һаманниң Йәһудийларниң нәслини қурутушиға рухсәт қилиши \m \v 12 Андин биринчи айниң он үчинчи күни падишаниң мирзилири чақирилип, ярлиқ Һаманниң барлиқ тапилиғини бойичә пүтүлди; у һәр қайси өлкиләргә өз йезиғида, һәр қайси әл-милләткә өз тилида яздурулуп, һәр бир өлкиләрниң валийлириға, һәр бир әл-милләтниң әмирлиригә әвәтилди; ярлиқ падиша Аһашверошниң намида пүтүлгән болуп, униң үзүк мөһүри билән печәтләнди. \v 13 Ярлиқ мәктуплири чапармәнләрниң қоли билән падишалиқниң һәр қайси өлкилиригә йәткүзүлди; униңда бир күн ичидә — Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни қери-яш, балилар вә аяллар демәй, барлиқ Йәһудийларни қоймай қирип, өлтүрүп, нәсли қурутуветилсун, уларниң мал-мүлки олҗа қилинсун, дейилгән еди. \v 14 Шу ярлиқ һәр бир өлкидә җакалиниш үчүн, шундақла шу күни һәр бир хәлиқ шундақ қилишқа тәйяр болуп туруши үчүн, мәктупниң көчүрмә нусхилири һәр бир әл-милләткә елан қилинмақчи болди. \v 15 Чапармәнләр падишаниң әмри бойичә дәрһал йолға чиқти; ярлиқ Шушан қәлъәсиниң өзидиму елан қилинди. Бу чағда падиша Һаман билән шарап ичишкә олтарған еди. Лекин Шушан шәһиридикиләр дәккә-дүккигә чөмүп кетишти. \b \b \m \c 4 \s1 Йәһудийларниң ярлиқ түпәйлидин қайғуға чөмүши вә роза тутуши \m \v 1 Мордикай болуватқан ишлардин хәвәр тапқандин кейин егинлирини житип, үстигә бөз артип, вә усти-бешиға күл чечип, шәһәрниң оттурисиға чиқип наһайити қаттиқ вә әләмлик пәряд көтәрди. \v 2 У орда дәрвазиси алдиға келип тохтап қалди; чүнки боз йепинған һәр қандақ адәмниң орда дәрвазисидин киришигә рухсәт йоқ еди. \v 3 Падишаһниң әмри вә ярлиғи йәткүзүлгән һәр қайси өлкиләрдә Йәһудийлар арисида қаттиқ налә-пәряд көтирилди; улар роза тутуп, көз йеши қилип, жиға-зерә қилди; нурғун кишиләр боз йепинип күлдә еғинап йетишти. \b \m \s1 Мордикайниң Әстәрдин падишадин рәһим тилишини тәләп қилиши \m \v 4 Әстәрниң хизмитидә болған дедәклири вә һәрәмъағилири бу ишни униңға ейтивиди, ханишниң көңли интайин еғир болди; Мордикайниң бозни ташлап, кийивелишиға кийим-кечәк чиқартип бәрди, лекин Мордикай қобул қилмиди. \v 5 Шуниң билән Әстәр өзиниң хизмитидә болушқа падиша тайинлап әвәткән һәрәмъағилиридин Һатақ исимлиқ бирини чақирип, уни Мордикайниң қешиға берип, бу ишниң зади қандақ иш екәнлигини, немә сәвәптин болуватқанлиғини тиң-тиңлап келишкә әвәтти. \v 6 Шуниң билән Һатақ орда дәрвазиси алдидики мәйданға келип Мордикай билән көрүшти. \v 7 Мордикай бешиға кәлгән һәммә ишни, Һаман Йәһудийларниң нәслини қурутуветиш үчүн падишаниң ғәзнилиригә тапшурушқа вәдә қилған күмүчниң санини қалдурмай ейтип бәрди. \v 8 Мордикай йәнә Һатаққа Шушанда җакаланған, Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики ярлиқниң көчүрмисини Әстәрниң көрүп беқишиға йәткүзүп беришкә тапшурди һәмдә униңға Әстәргә әһвални чүшәндүрүп, ордиға кирип падиша билән көрүшүп өз хәлқи үчүн падишадин өтүнүп илтиҗа қилип беқишқа үндәшни тапилиди. \v 9 Һатақ қайтип келип Мордикайниң гәплирини Әстәргә йәткүзди. \v 10 Әстәр Һатаққа Мордикайға ейтидиған гәпләрни тапшуруп, уни Мордикайниң йениға йәнә әвәтти: — \m \v 11 «Падишаһниң барлиқ хизмәткарлири вә һәр қайси өлкә хәлиқлири, мәйли әр болсун аял болсун, чақиртилмай туруп ички һойлиға, падишаниң һозуриға өз мәйличә кирсә, падиша униңға илтипат көрситип алтун һасисини тәңләп өлүмдим кәчүрүм қилмиса, ундақта у кишигә нисбәтән бешиға чүшидиған бирла қанун-бәлгүлимә бардур: — у өлүм җазасини тартиду. Һазир мениң падиша билән көрүшүшкә чақиртилмиғинимға оттуз күн болди». \m \v 12 Әстәрниң сөзлири Мордикайға йәткүзүлүвиди, \v 13 Мордикай муну гәпләрни Әстәргә йәткүзүшни һавалә қилди: — \m «Сән көңлүңдә мән ордида яшаватимән, шуңа барлиқ башқа Йәһудийлардин бехәтәр болуп қутулимән, дәп хиял әйлимә. \v 14 Әгәр бу чағда сән җим турувалсаң, Йәһудийларға башқа тәрәптин мәдәт вә ниҗат чиқиши мумкин; лекин у чағда сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән. Ким билсун, сениң ханишлиқ мәртивисигә еришкиниң дәл бүгүнки мошундақ пәйт үчүн болғанму?».\f □ \fr 4:14 \fr*\ft \+bd «...сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән»\+bd* — әгәр Худа Йәһудийларни башқа йол билән қутқузса, Әстәрниң әһвали бәрибир наһайити хәтәрлик болатти. Чүнки шу чаққичә ордидикиләрдин хелә көп адәмләр униң Мордикайға туққан вә шундақла Йәһудий миллитидин екәнлигини билгән болуши мүмкин еди.\ft*\f* \m \v 15 Әстәр Мордикайға мундақ дәп җавап қайтурди: — \v 16 «Сән берип, Шушандики барлиқ Йәһудийларни жиққин; мениң үчүн роза тутуп, үч кечә-күндүз һеч йемәңлар, һеч ичмәңлар; мән һәм дедәклиримму шундақ роза тутимиз. Андин кейин мән қанунға хилаплиқ қилип падишаниң һозуриға киримән, маңа өлүм кәлсә, өләй!». \m \v 17 Шуниң билән Мордикай у йәрдин кетип, Әстәрниң тапилиғинидәк қилди. \b \b \m \c 5 \s1 Әстәрниң зияпәт өткүзүп падиша билән Һаманни меһман қилиши \m \v 1 Үчинчи күни Әстәр шаһанә кийимлирини кийип, ординиң ичкирики һойлисиға кирип, падишаниң өйлириниң удулида турди; падиша болса өз шаһанә өйидики тәхтидә, өйдин дәрвазиға қарап олтиратти. \v 2 Падиша ханиш Әстәрниң һойлида турғинини көрди; ханиш униң нәзиридә илтипат тапқач, у қолидики алтун һасисини униңға тәңлиди. Әстәр алдиға келип шаһанә һасиниң учиға қолини тәккүзди. \v 3 Падиша униңдин: — И ханишим Әстәр, бирәр ишиң бармиди? Немә тәливиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шу саңа берилиду, деди. \m \v 4 — Әгәр алийлириға лайиқ көрүнсә, падишасимниң Һаманни елип өзлиригә тәйярлиған зияпитимгә дахил болуп қәдәм тәшрип қилишлирини өтүнимән, — деди Әстәр. \m \v 5 Падишаһ: — Тез берип Һаманни қичқирип келиңлар, Әстәрниң дегинидәк қилинсун, — деди. Шуниң билән падиша Һаманни елип Әстәр тәйярлиған зияпәткә барди. \v 6 Дәстихан үстидә шарап ичиливатқанда падиша Әстәргә: — Немә тәливиң бар? У саңа берилиду; немә илтиҗайиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шундақ қилиниду, деди. \v 7 Әстәр униңға җавап берип: — Мениң тәливим вә илтиҗайим болса, — \v 8 Мабада мән алийлириниң нәзиридә илтипатқа еришкән болсам, шундақла падишасимға мениң тәлимни иҗабәт қилиш һәм илтиҗайимни орундаш мувапиқ көрүнсә, алийлириниң Һаманни биргә елип әтә силәргә тәйярлайдиған зияпитимгә йәнә бир қетим дахил болушлирини өтүнимән; әтә мән чоқум падишасимниң әмри бойичә иш қилимән, — деди. \b \m \s1 Һаманниң дар тәйярлиши \m \v 9 Шу күни Һаман көңлидә яйрап, хошал-хурам қайтип чиқти; лекин Мордикайниң орда дәрвазисида униң алдида нә орнидин қопмай нә мидирлимай олтарғанлиғини көргәндә, көңли униңға қаттиқ қәһр-ғәзәпкә толди. \v 10 Лекин Һаман ғәзивини бесивелип, өйигә кәлди-дә, дост-ағинилирини вә хотуни Зәрәшни чақиртип, \v 11 өзиниң байлиқлириниң шан-шәриви, пәрзәнтлириниң көплүги, шундақла падишаниң өзини қандақ өстүрүп барлиқ һөрмәт-иззәткә сазавәр қилғанлиғи, өзини қандақ қилип падишаниң һәммә әмирлири вә әмәлдарлиридин үстүн мәртивигә егә қилғанлиғи тоғрисида бир-бирләп сөзләп кәтти. \m \v 12 Һаман йәнә: — Силәргә десәм, ханиш Әстәр мениңдин башқа меһман чиллимай, пәқәт падиша билән иккимизнила өзи тәйярлиған зияпәткә чиллиған еди, әтиму мени падиша билән биллә өзи \add тәйярләйдиған зияпәткә\add* чиллиди. \v 13 Шуғиниси, орда дәрвазисида олтарған һелиқи Мордикай дегән Йәһудийни көргинимдә, буларниң һәммиси маңа толиму мәнасиз туюлиду, деди. \m \v 14 Андин аяли Зәрәш вә барлиқ дост-ағинилири униңға җавап берип: — Әллик гәз егизликтики дардин бирни тәйярлап, әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилсила болмидиму, шуниңдин кейин хошал яйриған һалда падиша билән биллә зияпәткә баридила, дейишти. Бу гәп Һаманни хуш қиливәтти, шуниң билән у дар яситип қойди. \b \b \m \c 6 \s1 Падишаһниң Мордикайниң хизмәт көрсәткәнлигини, лекин униңға һәқ бәрмигәнлигини билиши \m \v 1 Шу күни кечиси падишаниң уйқиси қечип, тарих-тәзкиринамини әкәлдүрди вә булар униң алдида оқуп берилди. \v 2 Бир йәрдә: «Падишаһниң Бигтана, Тәрәш дәйдиған орда дәрвазисини бақидиған икки һәрәмъағиси бар еди, улар падиша Аһашверошқа қол селишқа қәстлигәндә, Мордикай бу ишни паш қилип хәвәр йәткүзгән, дәп пүтүлгән еди. \m \v 3 Падишаһ: — Бу иш үчүн Мордикайға қандақ нам-шөһрәт вә иззәт-икрам наил қилинди? — дәп сориди. \m — У һеч немигә еришмиди, — дәп җавап беришти падишаниң йенидики хизмәттә болған ғуламлири. \m \v 4 — Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман падишадин Мордикайни өзи тәйярлап қойған дарға есишни тәләп қилғили келип, ординиң ташқириқи һойлисиға киргән еди. \f □ \fr 6:4 \fr*\ft \+bd «Орда һойлисида ким бар?»\+bd* — яки «орда һойлисиға киргән әшу киши ким?».\ft*\f* \m \v 5 — Мана, Һаман һойлида туриду, — дейишти падишаниң ғуламлири униңға. \m — Кирсун, — деди падиша. \v 6 Һаман киривиди, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә немә ишларни қилиши керәк? — дәп соривиди, Һаман көңлидә: «Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән киши мениңдин башқа йәнә ким болатти?» — дәп ойлиди-дә \v 7 падишаға: \m — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә \v 8 падишасим дайим кийидиған шаһанә кийим-кечәк вә дайим минидиған арғимақ, йәни бешиға шаһанә таҗ-бәлгү тақалған арғимақ елип келинип, \v 9 шаһанә кийим билән арғимақни падишаниң әң муһтәрәм әмирлиридин биригә тутқузсун, у кийимни падишасим иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә кийгүзүп вә уни арғимаққа миндүрүп шәһәр мәйдан-кочилирини айландурсун вә униң алдида: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңсун, — деди. \m \v 10 Шуниң билән падиша Һаманға: — Тез берип дегиниңдәк шаһанә кийим билән арғимақни әпкәл, орда дәрвазисиниң алдида олтарған аву Йәһудий Мордикайға дәл сөзүңдәк қилғин; сениң дегәнлириңниң бирәрсиму кам болуп қалмисун! — деди. \m \v 11 Шундақ қилип Һаман шаһанә кийим билән арғимақни әкелип, алди билән Мордикайға шаһанә кийимни кийгүзди, андин уни арғимаққа миндүрүп, шәһәр мәйдан-кочилирини айландурди вә униң алдида: — «Мана, падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңди. \v 12 Мордикай йәнила орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди; Һаман болса ғәм-қайғуға петип, бешини чүмкигән һалда алдирап-тенәп өз өйигә қайтип кәтти. \f □ \fr 6:12 \fr*\ft \+bd «орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди»\+bd* — бу сөз бәлким әмәлдарлиқ вәзиписини қайтидин башлиғанлиғини көрситиши мүмкин.\ft*\f* \v 13 Һаман хотуни Зәрәшкә вә барлиқ дост-ағинилиригә бешиға кәлгәнлириниң һәммисини ейтип бәрди. Андин униң данишмәнлири билән хотуни Зәрәш буни аңлап униңға: — Мордикайниң алдида йеңилишқа башлаптила; у әгәр Йәһудийларниң нәслидин болса, уни йеңәлмәйла, әксичә сөзсиз униң алдида мәғлуп болидила, дейишти. \v 14 Улар техи Һаман билән сөзлишиватқан чеғида, падишаниң һәрәмъағилири келип Һаманни Әстәр тәйярлиған зияпәткә беришқа алдиратти. \b \b \m \c 7 \s1 Әстәрниң падишаға Һаманниң яман ғәризини ейтиши \m \v 1 Шуниң билән падиша билән Һаман ханиш Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди. \f □ \fr 7:1 \fr*\ft \+bd «...Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди»\+bd* — ибраний тилида «... Әстәрниң зияпитигә ичишкә кәлди».\ft*\f* \v 2 Падиша иккинчи қетимлиқ зияпәт үстидә шарап ичиливатқанда Әстәрдин: — И ханиш Әстәр, немә тәливиң бар? У саңа иҗабәт қилиниду. Немә илтимасиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини илтимас қилсаңму шундақ қилиниду, — деди. \m \v 3 — Әгәр нәзәрлиридә илтипатқа еришкән болсам, и алийлири, вә падишасимға мувапиқ көрүнсә, мениң илтимасим өз җенимни айиғайла, шуниңдәк мениң тәливим өз хәлқимни сақлиғайла; \v 4 чүнки биз, йәни мән вә мениң хәлқим биргә йоқитилип, қирилип, нәслимиздин қурутулушқа сетиветилдуқ. Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти, — дәп җавап бәрди Әстәр.\f □ \fr 7:4 \fr*\ft \+bd «Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, мән сүкүт қалаттим; чүнки биз тартидиған күлпәтниң падишани аварә қилғичилиги йоқ еди». \ft*\fp «Дүшмән падишасимниң тартидиған зийининиму төләп берәлмәйтти» дегәнниң мәнаси бәлким биринчидин, Йәһудийлар қул-дедәк қилинса баҗ төлимәйтти; иккинчидин, Худа Ибраһимға: «Ким сән вә әвлатлириңни қарғиған болса мән уни қарғаймән, сән вә әвлатлириңни ким бәрикәтлигән болса мән уни берикәтләймән» дәп вәдә қилған еди («Яр.» 12:2-3). Ким Йәһудий хәлқигә зиянкәшлик қилса, Худаниң җазасини тартиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.\fp*\f* \m \v 5 Падиша Аһашверош ханиш Әстәрдин: — Бундақ қилишқа петинған киши ким екән? У қәйәрдә?! — дәп сориди. Әстәр җававән: — \m \v 6 Бу дүшмән вә зәһәрхәндә мана мошу рәзил Һаман! — девиди, Һаман падиша билән ханиш алдида шу заматла дәккә-дүккигә чүшти. \b \m \s1 Һаманниң өзи тәйярлиған дарға есилиши \m \v 7 Шуниң билән падиша қәһри-ғәзәпкә келип зияпәт-шарап үстидин турди-дә, чарибаққа чиқип кәтти; Һаман болса ханиш Әстәрдин җенини тиләшкә қалди; чүнки у падишаниң өзигә җаза бәрмәй қоймайдиған нийәткә кәлгәнлигини көрүп йәткән еди. \v 8 Падиша чарибағдин зияпәт-шарап дәстихиниға қайтип кәлгинидә Һаманниң өзини Әстәр йөләнгән диванға ташлиғиничә турғинини көрди-дә: — \m — Қара, униң ордида мениң алдимдила ханишқа зорлуқ қилғиливатқинини?! — девиди, бу сөз падишаниң ағзидин чиқиши биләнла адәмләр Һаманниң баш-көзини чүмкәп қойди. \f □ \fr 7:8 \fr*\ft \+bd «баш-көзини чүмкәп қойди»\+bd* — бәлким өлүм җазасиға мәһкүм қилинғанлар падишаниң йүзини көрмисун дәп шундақ қилған болса керәк.\ft*\f* \v 9 Падишаһниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бириси: — Йәнә бир иш бар, мана, Һаман алийлириниң һаяти үчүн гәп қилған Мордикайни есиш үчүн, әллик гәз егизликтә ясатқан дар тәйяр туриду, у дар һазир мошу Һаманниң һойлисида, девиди, падиша: — Һаманни униңға есиңлар! — деди. \v 10 Шуниң билән улар Һаманни у Мордикайға тәйярлап қойған дарға асти; шуниң билән падишаниң ғәзиви бесилди. \b \b \m \c 8 \s1 Мордикайниң жуқури мәртивигә өстүрүлүши \m \v 1 Падиша Аһашверош шу күни Йәһудийларниң дүшмини Һаманниң өй-зиминини илтипат қилип ханиш Әстәргә бәрди; Мордикайму падишаниң һозуриға кәлтүрүлди, чүнки Әстәр өзиниң Мордикай билән туққан екәнлигини падишаға дәп бәргән еди. \v 2 Падиша өзиниң Һамандин қайтурувалған үзүгини чиқирип Мордикайға бәрди, Әстәрму Мордикайни Һаманниң өй-җайини башқурушқа қойди. \b \m \s1 Әстәрниң падишадин Һаманниң сүйқәстини бекар қилишни тилиши \m \v 3 Әстәр йәнә падишаниң алдиға келип айиғиға жиқилип, көзигә яш алған һалда падишадин Агагийлардин болған Һаман кәлтүрүп чиққан балаю-апәтни һәм униң Йәһудийларни йоқитиш сүйқәстини бекар қилишни йелинип өтүнди. \v 4 Падиша алтун һасисини Әстәргә тәңливиди, Әстәр орнидин қопуп падишаниң алдида турди. \m \v 5 — Әгәр алийлири мақул көрсә, әгәр мән падишаниң алдида илтипатқа еришкән болсам, әгәр падишасим бу ишни тоғра дәп қариса, шуниңдәк мәндин мәмнун болса, ярлиқ чүшүрүп Агагийлардин Һаммидатаниң оғли Һаман язған мәктупларни, йәни падишасимниң һәр қайси өлкисидики Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики мәктупларни бекар қилидиған бир ярлиқ йезилишини тиләймән. \f □ \fr 8:5 \fr*\ft \+bd «шуниңдәк мәндин мәмнун болса...»\+bd* — ибраний тилида «униң көз алдида уни мәмнун қилғидәк болсам...».\ft*\f* \v 6 Чүнки мән өз хәлқимгә чүшидиған бу балаю-апәткә қандақму чидап қарап туралаймән? Өз туққанлиримниң йоқитилишиға қандақму чидап қарап туралаймән? — деди Әстәр падишаға. \m \v 7 Падиша Аһашверош ханиш Әстәр билән Йәһудий Мордикайға: — Мана, Һаман Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа, мән униң өй-зиминини Әстәргә бәрдим вә униң өзини улар дарға асти. \f □ \fr 8:7 \fr*\ft \+bd «Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа,...»\+bd* — ибраний тилида «Йәһудийларға қолини узартмақчи болғачқа,...».\ft*\f* \v 8 Әнди силәр өзүңларниң тоғра тапқини бойичә мениң намимда Йәһудийлар үчүн бир ярлиқ йезип, мениң үзүк мөһүрүмни бесиңлар; чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду, деди.\f □ \fr 8:8 \fr*\ft \+bd «...чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду»\+bd* — бу Парс империйәсидики асас қанун еди. Дәл шу сәвәптин әслидики ярлиқниң өзини беваситә бекар қилишқа болмайтти. Буниң орнида униң ақивитиниң алдини елиш тәдбири көрситилгән иккинчи бир ярлиқ йезилиши керәк болатти.\ft*\f* \m \v 9 Шу чағда, үчинчи айда, йәни Сиван ейиниң жигирмә үчинчи күни, падишаниң мирзилириниң һәммиси чақирип келинди. Улар Мордикайниң барлиқ буйруғини бойичә ярлиқ язди; ярлиқ Йәһудаларниң иши тоғрилиқ Һиндистандин Һәбәшстанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкиниң валийлириға, өлкә башлиғи вә бәглиригә йезилған болуп, мәктуплар һәр қайси өлкигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләтләргә өз тили билән, шундақла Йәһудийларға өз йезиғи билән, өз тилида пүтүлгән еди. \f □ \fr 8:9 \fr*\ft \+bd «Һәбәшстан»\+bd* — һазирқи Ефиопийә.\ft*\f* \v 10 Мордикай ярлиқни падиша Аһашверошниң намида йезип, униңға падишаниң үзүк мөһүрини басти; ярлиқ мәктуплирини падишалиқниң атлиқлири билән, йәни толпарларға, ат қечирларға вә төгиләргә мингән чәвәндазлар арқилиқ һәр қайси җайларға йоллиди. \f □ \fr 8:10 \fr*\ft \+bd «ат қечирларға вә төгиләргә...»\+bd* — яки «алаһидә беқип келиниватқан атларға...». Бу айәттики улақларниң хиллириниң бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.\ft*\f* \v 11 Ярлиқта: «Падиша һәр қайси шәһәрләрдики Йәһудийларниң уюшуп, өз һаятини қоғдишиға, шундақла өзлиригә дүшмәнлик қилидиған һәр милләт вә һәр қайси өлкиләрдики күчләрни, җүмлидин уларниң бала-җақилирини қоймай йоқитишиға, қиришиға, нәслини қурутушиға, шундақла мал-мүлкини олҗа қилишиға иҗазәт берилди; \v 12 бу иш бир күндә, йәни он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридә иҗра қилинсун» дәп пүтүлгән еди. \m \v 13 Ярлиқ һәр қайси өлкигә әвәтилип, пәрман сүпитидә елан қилинсун, Йәһудийларниң әшу күни дүшмәнлиридин интиқам елишқа тәйярлинип қоюши үчүн ярлиқниң көчүрүлмиси һәр қайси әл-милләтләргә уқтурулсун, дәп бекитилди. \v 14 Шуниң билән чәвәндазлар толпарларға вә қечирларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий йолға атланди; ярлиқ Шушан қәлъәсидиму җакаланди. \m \v 15 Мордикай көк вә ақ рәңлик шаһанә кийим кийип, бешиға катта алтун таҗни тақап, сөсүн рәң кәндир йепинчини йепинип, падишаниң һозуридин чиқти; Шушан шәһәрдики хәлиқ хошаллиққа чөмүп тәнтәнә қилишти. \v 16 Йәһудийлар йоруқлуқ, шат-хурамлиқ вә иззәт-икрамға муйәссәр болди. \v 17 Һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрләрдә, падишаниң әмир-ярлиғи йетип барғанлиги йәрләрдә, Йәһудийлар шат-хурамлиққа чөмүп, зияпәт қилип мубарәк бир күнни өткүзүшти; нурғун йәрлик аһалиләр өзлирини Йәһудий дейишивалди; чүнки Йәһудийлардин қорқуш вәһимиси уларни бесивалған еди.\f □ \fr 8:17 \fr*\ft \+bd «өзлирини Йәһудий дейишивалди»\+bd* — яки «өзлири Йәһудий болушти».\ft*\f* \b \b \m \c 9 \s1 Йәһудийларниң өз дүшмәнлирини мәғлуп қилиши \m \v 1 Он иккинчи ай, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, падишаниң әмри билән ярлиғи иҗра қилинишқа аз қалған чағда, йәни Йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт қилип күткән күни, әксичә Йәһудийларниң өз дүшмәнлириниң үстидин ғалип келидиған күнигә айлинип кәтти. \v 2 Йәһудийлар падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә уларға қәст қилмақчи болғанларға һуҗум қилиш үчүн жиғилишқа башлиди; һеч ким уларниң алдида туралмайтти; улардин болған қорқунуч һәр бир әл-милләтни басқан еди. \v 3 Һәр қайси өлкиләрдики бәгләр, валийлар, өлкә башлиқлири, шундақла падишаниң ишлирини иҗра қилғучиларниң һәммиси Йәһудийларни қоллиди; чүнки Мордикайдин болған қорқунуч уларни басқан еди. \v 4 Чүнки Мордикай дегән киши ордида интайин нопузлуқ болуп, нам-шөһрити һәммә өлкиләргә тарқалған еди; униң һоқуқи барғансери чоңийип кетивататти. \v 5 Шуниң билән Йәһудийлар өзлириниң һәммә дүшмәнлирини қиличлап, қирғин қилип йоқатти; өзлиригә өч болғанларға қандақ қилишни халиса шундақ қилди. \v 6 Шушан қәлъәсидила Йәһудийлар бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқатти. \v 7 Улар йәнә Паршандата, Далфон, Аспата, \v 8 Пората, Адалия, Аридата, \v 9 Пармашта, Арисай, Аридай вә Вайизатани қәтл қилди; \v 10 бу он адәм Һаммидатаниң нәвриси, Йәһудийларниң дүшмини болған Һаманниң оғли еди; лекин улар уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. \v 11 Шу күни Шушан қәлъәсидә қәтл қилинған адәм сани падишаға мәлум қилинди. \v 12 Падиша ханиш Әстәргә: — Йәһудийлар Шушан қәлъәсидә бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқитипту, йәнә Һаманниң он оғлини қәтл қипту; улар падишаниң башқа өлкилиридә немә қилдикин? Әнди немә илтимасиң бар? У саңа берилиду. Йәнә немә тәливиң бар? Уму беҗа әйлиниду, — деди. \m \v 13 — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, Шушандики Йәһудийларниң әтиму бүгүнки ярлиқта дейилгәндәк иш қилишиға һәмдә Һаманниң он оғлиниң \add җәсәтлирини\add* дарға есип қоюшқа иҗазәт бәргәйла, деди Әстәр. \m \v 14 Падиша шундақ қилишқа буйруқ чүшүрди; ярлиқ Шушан қәлъәсидә чиқирилғанда, кишиләр Һаманниң он оғлини дарға есип қоюшти. \v 15 Адар ейиниң он төртинчи күни Шушандики Йәһудийлар йәнә жиғилип үч йүз адәмни өлтүрди; лекин уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. \m \v 16 Падишаһниң һәр қайси башқа өлкилиридики қалған Йәһудийлар жиғилип өз җанлирини сақлашқа сәптә туруп өзлиригә өч болғанлардин җәмий йәтмиш бәш миң адәмни өлтүрди, амма уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. Шуниң билән улар дүшмәнлиридин қутулуп арамлиққа муйәссәр болди. \v 17 Бу Адар ейиниң он үчинчи күнидики иш еди; он төртинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти. \m \v 18 Лекин Шушандики Йәһудийлар болса он үчинчи, он төртинчи күнлири топлишип җәң қилди; он бәшинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти. \v 19 Шу сәвәптин сәһрадики Йәһудийлар, йәни йеза-қишлақларда туруватқан Йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини зияпәт берип шатлинидиған мубарәк күн бекитип, бир-биригә соға-салам беришидиған болди. \m \v 20 Мордикай бу вақиәләрни хатириләп һәмдә Аһашверошниң һәр қайси өлкилириниң жирақ-йеқин җайлирида туруватқан барлиқ Йәһудийларға мәктупларни йоллиди. \v 21 Шундақ қилип у уларниң арисида һәрйили Адар ейиниң он төрт, он бәшинчи күнини байрам қилип өткүзүлсун дәп бекитти; \v 22 у бу икки күнни Йәһудийларниң дүшмәндин қутулуп арамлиққа еришкән күни сүпитидә, шу айни уларниң қайғу-һәсрити шатлиққа, жиға-зерәлири мубарәк күнгә айланған ай сүпитидә әсләп, бу икки күнни зияпәт қилип шатлинидиған, көпчилик бир-биригә салам-соға беридиған, кәмбәғәлләргә хәйр-еһсан қилидиған күн қилишқа буйруди. \v 23 Шу сәвәптин Йәһудийлар дәсләп башлиған шу \add һейтни\add* давамлаштурушқа вә шуниңдәк Мордикайниң уларға язғанлириниму орунлайдиғанға вәдә беришти. \v 24 Чүнки әслидә барлиқ Йәһудийларниң күшәндиси болған Агагий Һаммидатаниң оғли Һаман Йәһудийларни һалак қилишни қәстлигән, шундақла уларни нәслидин қурутуп йоқатмақчи болуп «пур», йәни чәк ташлиған еди. \v 25 Лекин бу иш падишаниң қулиқиға йәткәндә, падиша мәктупларни йезип, Һаман қәстлигән рәзил иш, йәни униң Йәһудийларни қәст қилған иши униң өз бешиға янсун, дәп ярлиқ чүшүрди; һәм кишиләр уни вә униң оғуллирини дарға асти.\f □ \fr 9:25 \fr*\ft \+bd «Лекин бу иш падишаниң қулиқиға йәткәндә...»\+bd* — ибраний тилида: «Лекин у падишаниң алдиға кәлгәндә» дейилиду. Шуңа бәзи тәрҗимиләрдә: «Лекин у (Әстәр) падишаниң алдиға киргәндә,...» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 9:25 \xo*\xt Әст. 8:8\xt*\x* \b \m \s1 «Пурим» байриминиң келип чиқиш тарихи \m \v 26 Шуңлашқа, кишиләр «пур» (чәк) дегән исим бойичә бу икки күнни «Пурим байрими» дәп атиди; шуңа Йәһудийлар әшу хәттә пүтүлгәнлири бойичә, һәм көргән, һәм баштин өткүзгәнлиригә асасән, \f □ \fr 9:26 \fr*\ft \+bd «Пурим»\+bd* — «чәк ташлаш» дегән мәнаси.\ft*\f* \v 27 өзлири, әвлатлири һәмдә өзлири билән бирләшкән барлиқ кишиләрниң пүтүлгән әһкамни тутуп, бәлгүләнгән вақитта әшу икки күнни һәр жили мәңгү үзүлдүрмәй байрам қилишини қарар қилди, \v 28 шундақла бу икки күн һәр бир дәвирдә, һәр бир җәмәт-аилидә, һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрдә хатирилинип тәбриклнип турсун вә «Пурим байрими» болидиған мошу күнләрниң тәбриклиниши Йәһудий хәлқи ичидә мәңгү үзүлүп қалмисун, хатириләш паалийәтлири уларниң уруқ-нәсли арисидинму йоқап кәтмисун, дәп қарар қилди. \m \v 29 Андин Абихаилниң қизи, ханиш Әстәр вә Йәһудий Мордикай Йәһудийларға язған «Пурим байрими» тоғрисидики шу иккинчи хәтни толуқ һоқуқи билән тәкитләп, йәнә бир хәтни йоллиди. \v 30 Мордикай хатирҗәмлик вә һәқиқәтниң сөзлирини йәткүзидиған мәктупларни Аһашверошниң падишалиғидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики барлиқ Йәһудийларға әвәтип, \v 31 Шу «Пурим» күнлири бәлгүләнгән вақитлирида өткүзүлсун, шуниңдәк Йәһудий Мордикай вә ханиш Әстәрниң тапилиғанлири бойичә, шундақла уларниң өз-өзигә вә нәслигә бекиткәнлири бойичә әйни вақиттики тутулған розилар вә көтирилгән нида-пәрядлар әсләп хатириләнсун, дәп тәкитлиди. \f □ \fr 9:31 \fr*\ft \+bd «...әйни ватиттики тутулған розилар вә көтирилгән нида-пәрядлар әсләп хатириләнсун»\+bd* — бу җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...хәлиқләр худди өзлири вә әвлатлири үчүн роза тутуш вә қарилиқ тутуш вақтини бәлгүләшни қарар қилғандәк». Лекин бизниңчә бу сөзләр чоқум Әстәр вә Шушандики Йәһудийларниң роза тутуп пүткүл хәлқи үчүн көтәргән нида-пәрядлирини әсләшни көрситиду.\ft*\f* \v 32 Әстәрниң ярлиғи «Пурим байрими»дики шу ишларни бекитип бәрди; бу иш тарихнамиғиму пүтүлди. \b \b \m \c 10 \s1 Мордикайниң шөһрити вә утуғи \m \v 1 Падиша Аһашверош қуруқлуқ вә деңиз араллиридики аһалиләрниң һәммисигә алван төлигүзәтти. \v 2 Униң нопуз-һәйвити вә қудритини аян қилған барлиқ қилған-әткәнлири, шундақла Мордикайниң падишаниң өстүрүши билән еришкән катта шөһрити тоғрисидики тәпсилатлар Медиа вә Парс падишалириниң тарих-тәзкирилиридә пүтүлгән әмәсму? \v 3 Чүнки Йәһудий Мордикайниң мәртивиси падиша Аһашвероштин кейинла иккинчи орунда туратти; у дайим өз хәлиқ-миллитиниң бәхитини көзләп, барлиқ нәслидикиләргә аман-есәнлик тиләк сөзлирини қилатти, Йәһудийларниң арисида зор иззәт-һөрмәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди.