\id EPH \ide UTF-8 \h Әфәсуслуқларға \toc1 Әфәсуслуқларға \toc2 Әфәсуслуқларға \toc3 Әф. \mt1 Әфәсуслуқларға \c 1 \s1 Расул Павлус Әфәсус шәһиридики җамаәткә язған мәктуп \m \v 1 Худаниң ирадиси билән, Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанларға салам!\f □ \fr 1:1 \fr*\ft \+bd «Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанлар...»\+bd* — «муқәддәс бәндиләр»: — оқурмәнләргә ениқ болсунки, Муқәддәс Китапта «муқәддәс» дегән сөз һәрдайим «Худаға хас», «Худаға толуқ аталған», «пак-муқәддәс» дегән мәнидә ишлитилиду.\ft*\f* \x + \xo 1:1 \xo*\xt Рим. 1:7; 1Кор. 1:2; 2Кор. 1:1.\xt*\x* \v 2 Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!\x + \xo 1:2 \xo*\xt Гал. 1:3; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \m \v 3 Бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси мубарәк болғай!\f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр»\+bd* — яки «әрштики йәрләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр». \+bd «бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси...»\+bd* — Худаниң нәзиридә, ишәнгүчиләр роһий җәһәттин аллиқачан «Мәсиһ билән әршләрдә олтарған»дур. 20-айәтни көрүң. \ft*\fp «Мубарәк болғай» мошу йәрдә «мәдһийиләнсун» яки «әң бәхитлик болғай» дегән мәнидә. \fp*\fp Грек тилида 3-айәттин 14-айәткичә болған айәтләр пәқәт узун бирла җүмлә билән ипадиләнгән. Чүшүнишкә қолайлиқ болсун үчүн биз уни парчилап тәрҗимә қилдуқ.\fp*\f* \x + \xo 1:3 \xo*\xt 2Кор. 1:3; 1Пет. 1:3.\xt*\x* \v 4 Чүнки У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди;\f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «...У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди...»\+bd* — бәзи тәрҗимилиридә «муһәббәт ичидә» яки «муһәббәт билән» 5-айәткә бағлиқ. 5-айәттики изаһатни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:4 \xo*\xt Луқа 1:75; Юһ. 15:16; Әф. 5:27; Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; Тит. 2:12.\xt*\x* \v 5 У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди;\f □ \fr 1:5 \fr*\ft \+bd «У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди..»\+bd* — бәзи тәрҗимилиридә 4-айәтттики «муһәббәт ичидә» яки «муһәббәт билән» бу 5-айәткә бағланған. Демәк, 4-5-айәт: «Чүнки У бизни Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди; У муһәббәт билән Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди» дейилиду.\ft*\f* \v 6 бу ишта Униң меһри-шәпқитиниң улуқлуғиға мәдһийә оқулиду; чүнки У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди.\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди»\+bd* — «Өз сөйгини» — Оғли Әйса Мәсиһтур.\ft*\f* \x + \xo 1:6 \xo*\xt Мат. 3:17.\xt*\x* \v 7 Биз Униңда \add Атиниң\add* меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ;\f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «Биз Униңда Атиниң меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ...»\+bd* — «Униңда» — Мәсиһтә. \+bd «қуллуқтин һөр қилиниш»\+bd* — грек тилида бир сөз билән ипадилиниду, у адәттә қулни һөр қилишни көрситиду; шапаәтчи пул берип уни һөрлүккә чиқирип әркин қилиду. Расул ейтқан бу қуллуқ, гунаниң вә җин-шәйтанларниң илкигә әсир болушни көрситиду. Инҗилдики «һөр қилиш» («аполутросис») Тәвраттики «һәмҗәмәт болуп қутқузуш» («гоәл») дегән сөзниң мәнаси билән охшаштур.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt Рос. 20:28; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.\xt*\x* \v 8 У \add бу меһри-шәпқәтни\add* барлиқ даналиқ һәм пәм-парасәт билән бизгә зор тартуқлидики, \v 9-10 — У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә ирадисидики сирни, йәни вақит-заманларниң пишип йетилишини идарә қилиши билән барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди; \f □ \fr 1:9-10 \fr*\ft \+bd «Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә»\+bd* — яки «Мәсиһтә бекиткән У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә...». Грек тилида пәқәт «Униңда пүккән...» яки «Өзидә пүккән..» дейилиду. \+bd «... барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди»\+bd* — «... барлиқ мәвҗудатларға ....Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш» дегән сөз грек тилида пәқәт үч сөз биләнла ипадилиниду. Мәнаси: \ft*\fp (1) пүткүл каинатқа Мәсиһ баш болиду; \fp*\fp (2) пүткүл каинаттики һәммә мәвҗудат Мәсиһтә «жиғип бир қилинип», һәр бир нәрсиниң һәқиқий әһмийити көрситилиду; \fp*\fp (3) Мәсиһниң башчилиғи астида каинаттики барлиқ мәвҗудатлар бир-бири билән енақ болуп, бир-биригә толуқ маслишидиған болиду.\fp*\f* \x + \xo 1:9-10 \xo*\xt Рим. 16:25; Әф. 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 1:9; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20; Яр. 49:10; Дан. 9:24; Гал. 4:4.\xt*\x* \v 11 Униңда бизму Худаға мирас қилинған; биз шу мәхсәттә барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучиниң нишани билән шу ишқа алдин-ала бекитилгән едуқ; \f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «Униңда бизму Худаға мирас қилинған»\+bd* — «Униңда» — «Мәсиһтә». \+bd « бизму (Худаға) мирас қилинған»\+bd* — яки «биз бир мирасқа егә болған». \+bd «барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучи»\+bd* — Худа.\ft*\f* \x + \xo 1:11 \xo*\xt Рим. 8:17.\xt*\x* \v 12 шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ; \f □ \fr 1:12 \fr*\ft \+bd «шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ»\+bd* — «Мәсиһни авал таянчи қилған бизләр» бәлким Мәсиһкә биринчи болуп әгәшкән Йәһудийларни көрситиду. Әфәсустики җамаәтниң көпинчиси бәлким Йәһудий әмәсләр, улар кейин ишәнгән.\ft*\f* \v 13 һәқиқәтниң калам-сөзини, йәни ниҗатиңлардики хуш хәвәрни аңлап силәрму Униңға таяндиңлар — вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар. \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «... вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар»\+bd* — «Муқәддәс Роһ билән мөһүрлиниш» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:13 \xo*\xt Рим. 8:15; 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 4:30.\xt*\x* \v 14 Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду.\f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду»\+bd* — «капаләт» тоғрилиқ: бу айәт төвәндики һәқиқәтләрни көрситиду: — \ft*\fp (1) Худаниң ниҗатида, У адәмни гунадин қутқузуп «һөр қилиду»; У қутқузған адәм яки җамаәт Униң Өзиниң «егилиги»дур. \fp*\fp «Егилиги» — Худаниң егилиги болған бизләр — роһ, җан, тенимизниң һәммисидур. \fp*\fp (2) бу «һөр қилиш» бу дунияда техи «үзүл-кесил» болмайду; ниҗатқа еришкән кишиләрдә «йеңи роһ», «йеңи қәлб» болғини билән «йеңи тән» техи болмайду; тирилиш күнидә «йеңи тән» «толуқ һөр қилиниш» яки «үзүл-кесил һөр қилиниш» болиду. Бу «толуқ һөр қилиниш» ишәнгәнләрниң «толуқ мираси» болиду. \fp*\fp (3) шу күнидә Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи толиму намайән қилиниду; \fp*\fp (4) шу күнгичә, йәни ишәнгүчиләрниң «толуқ мирас»ни егиливелишиғичә, Муқәддәс Роһ һәр бир ишәнгән адәмниң қәлбидә туруп униңға бу мирасини тетитип, вуҗудида мирасниң һәқиқәт екәнлигини испатлап бериду. \fp*\fp Йәнә келип Муқәддәс Роһниң ишәнгүчиниң қәлбидә турғанлиғиниң өзи, униң кәлгүсидә бу мирасқа чоқум егә болидиғанлиғиниң капалитидур. Грек тилида «капаләт»ниң йәнә бир мәнаси «вәдә үзүги» (жигитниң қизға болған вәдисигә капаләт сүпитидә берилгән).\fp*\f* \x + \xo 1:14 \xo*\xt Мис. 19:5; Қан. 7:6; 14:2; 26:18; Рим. 8:23; 1Пет. 2:9.\xt*\x* \m \v 15 Шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип, \f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип, ...»\+bd* — грек тилида -15-айәттин 23-айәткичә болған айәтләр пәқәт узун бирла җүмлә билән ипадиләнгән. Чүшүнишкә қолайлиқ болсун үчүн биз уни парчилап тәрҗимә қилдуқ.\ft*\f* \x + \xo 1:15 \xo*\xt Фил. 1:3; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3.\xt*\x* \v 16 дуалиримда силәрни әсләп, силәр үчүн рәхмәт ейтишни тохтатмидим; \v 17 тиләйдиғиним шуки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси, шан-шәрәпниң Егиси болған Ата силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай, \f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «шан-шәрәпниң Егиси болған Ата»\+bd* — грек тилида «шан-шәрәпниң Атиси» — Павлус шу сөз билән: «Мәсиһ Әйсаниң Өзи «Худаниң шан-шәривидур»» дәп көрсәтмәкчи болса керәк. \+bd «силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай»\+bd* — «даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилиш»: қайси роһ көрситилиду? Көзқаришимизчә у «Муқәддәс Роһ» әмәс; чүнки Худа уларға Муқәддәс Роһни аллиқачан ата қилған (13-14). Бизниңчә, етиқачиларниң өз роһини көрситиду. Расул уларда «даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһ» болсун, дәп дуа қилиду. Алайлуқ, мән бириси үчүн «Худа сизгә саламәт бир тән ата қилғай» дәп тилисәм, әмәлийәттә униң аллиқачан тени бар, әлвәттә. Лекин телигим униңда сағлам тән болсун үчүндур. Демәк, Павлусниң бу дуасиниң мәнаси: «Худа һәр бириниң роһини «даналиқ һәм вәһий қобул қилғидәк бир роһ» қилсун, дегәнликтур.\ft*\f* \v 18 шуниң билән силәрниң қәлбтики көзлириңлар рошәнлишип, Униң чақириқиға бағланған үмүтниң немилигини, Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлигини \f □ \fr 1:18 \fr*\ft \+bd «Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлиги..»\+bd* — башқа бирҗил тәрҗимиси: «Униң муқәддәс бәндилириниң шәрәплик мираси..». Лекин бизниңчә «Униң чақириқиға бағланған үмүт», «мираси» вә 19-айәттики «һесапсиз күчи»ниң һәммисиниң әң муһим тәрипи Худаға тәвәдур, шуңа «муқәддәс бәндилиридә болған мираси»ни «Худаниң Өз мираси» дәп қараймиз. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 19 вә Униң ишәнгүчи бизләргә зор күчи билән қаратқан қудритиниң һесапсиз бүйүклүгини билип йәткәйсиләр; \x + \xo 1:19 \xo*\xt Кол. 2:12.\xt*\x* \v 20 дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди; \f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһни өлүмдин тирилдүргинидә дәл шу қудрәтни Униңда жүргүзгән еди; вә Уни әршләрдә Өзиниң оң қолида олтарғузуп,...».\ft*\f* \x + \xo 1:20 \xo*\xt Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Кол. 3:1; Ибр. 1:3; 10:12; 1Пет. 3:22.\xt*\x* \v 21 пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму Уни барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәптин көп үстүн қойған; \f □ \fr 1:21 \fr*\ft \+bd «пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму ... барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәп...»\+bd* — бу йәрдә көрситиватқини мәйли яхшиниң болсун, әскиниң (җин-шәйтанларниң) болсун, һәр қандақ «һөкүмранлиқ, һоқуқ, күч-қудрәт, ғоҗайинлиқ вә ... нам-шәрәпләр»ни өз ичигә алиду. Мәсиһниң нами уларниң һәммисидин үстүн туриду.\ft*\f* \v 22 барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған. \f □ \fr 1:22 \fr*\ft \+bd «барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған»\+bd* — адәмни һәйран қиларлиғи шуки, мошу айәтләрдә Худаниң Мәсиһни һәммә мәвҗудатқа баш қилғанлиғи \+bd җамаәтниң бәхит-бәрикити үчүн\+bd* болған, дейилгән.\ft*\f* \x + \xo 1:22 \xo*\xt Зәб. 8:7; Мат. 28:18; 1Кор. 15:27; Ибр. 2:8.\xt*\x* \v 23 Җамаәт болса Униң тени, йәни һәммини һәммә җәһәттин Толдурғучиниң мукәммәл җәвһиридур.\x + \xo 1:23 \xo*\xt Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 4:16; 5:23.\xt*\x* \b \b \m \c 2 \m \v 1 Вә силәр болсаңлар, қәбиһликлириңлар һәм гуналириңларда өлгән болуп,\f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «силәр болсаңлар, қәбиһликлириңлар һәм гуналириңларда өлгән болуп,...»\+bd* — адәм гунаниң илкидә болса роһий җәһәттин бир «өлүк», «өлгән» болиду, халас.\ft*\f* \x + \xo 2:1 \xo*\xt Рим. 5:6; Кол. 2:13.\xt*\x* \v 2 бу дунияниң дәвригә әгишип, һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдарға, йәни бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһқа әгишип, бу ишларда илгири маңғансиләр;\f □ \fr 2:2 \fr*\ft \+bd «бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләр»\+bd* — «итаәтсизликтин болған пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини көрситиду (һәммимиз Адәм атимизниң «итаәтсиз тәбиити»гә мирасхор болуп туғулдуқ). Лекин «итаәтсизликтин болған пәрзәнтләр» Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлири болиду (5-айәтни көрүң). \+bd «һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдар»... «итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһ»\+bd* — Шәйтанни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 2:2 \xo*\xt Юһ. 12:31; 14:30; 16:11; 1Кор. 6:11; Әф. 6:12; Кол. 3:7; Тит. 3:3.\xt*\x* \v 3 биз һәр биримизму илгири шуларниң арисида әтлиримиздики шәһвәт-һәвәсләрдә һаят өткүзгәнмиз, әтлиримиз һәм өз ой-хиялимизниң хаһишлириға әмәл қилип, башқиларға охшаш, маһийәттә «ғәзәптики пәрзәнтләр» болғанмиз;\f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «биз һәр биримизму илгири шуларниң арисида әтлиримиздики шәһвәт-һәвәсләрдә һаят өткүзгәнмиз ... маһийәттә «ғәзәптики пәрзәнтләр» болғанмиз»\+bd* — «ғәзәптики пәрзәнтләр» икки бислиқ ибарә болуп, һәм «һәрдайим ғәзәпкә толуп жүргән адәмләр» һәмдә «(Худаниң) ғәзәп күнигә бекитилгән адәмләр»ниму көрситиду.\ft*\f* \v 4 бирақ Худа, мол рәһим-шәпқәтни көрсәткүчи болуп, бизни сөйгәндә бизгә көрсәткән аләмбәхш меһир-муһәббити түпәйлидин, — \v 5 һәтта итаәтсизликләрдә өлгән вақтимиздиму, бизгә Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!),\f □ \fr 2:5 \fr*\ft \+bd «һәтта итаәтсизликләрдә өлгән вақтимиздиму, бизгә Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!),...»\+bd* — «Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (җанландуруп)...» дегәнлик немә билдүриду? Мәсиһ Әйса өлгәндә, Худа Униңға етиқат бағлиғучиларни Униң билән тәң өлгән, У өлүмдин тирилгәндә Униң билән тәң тирилгән дәп һесаплиған. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. \+bd «(меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!)»\+bd* — Павлус мошу йәрдә Әфәсуслуқларни риғбәтләндүрүштә бәк һаяҗанлинип кетип, туюқсиз 8-айәттики «силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар!» дегән гәпкә өтүп кетиду.\ft*\f* \x + \xo 2:5 \xo*\xt Рос. 15:11; Рим. 6:8; 8:11; Кол. 3:1, 3; Тит. 3:5.\xt*\x* \v 6 бизни Униң билән биллә тирилдүрүп, әршләрдә Мәсиһ Әйса билән биллә олтарғузған; \v 7 мәхсити кәлгүси заманларда Униң Мәсиһ Әйсада бизгә қаритилған меһриванлиғи билән ипадиләнгән шапаитиниң шунчә ғайәт зор екәнлигини көситиштин ибарәттур; \v 8 чүнки силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу иш өзүңлардин кәлгән иш әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипат,\f □ \fr 2:8 \fr*\ft \+bd «чүнки силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар»\+bd* — бу «қутқузулуш» һаят(-мамат)лиқтики аддий хәтәрләрдин әмәс, бәлки хәтәрниң хәтири болған гунадин қутқузулуп мәңгү һаятқа еришиштин ибарәт.\ft*\f* \x + \xo 2:8 \xo*\xt Мат. 16:17; Әф. 1:19.\xt*\x* \v 9 у задила адәмләрниң әмәл-әҗридин кәлмәйду, бу һәм һеч кимниң махтанмаслиғи үчүндур. \x + \xo 2:9 \xo*\xt Рим. 3:27; 1Кор. 1:29.\xt*\x* \v 10 Чүнки биз Худаниң ишлигән һүниридурмиз, хәйрхаһ ишлар үчүн Мәсиһ Әйсада яритилғанмиз; Худа әсли бизниң уларда меңишимиз үчүн бу ишларни алдин-ала тәйярлиған еди.\x + \xo 2:10 \xo*\xt 2Кор. 5:17; Әф. 1:4; 4:24; Тит. 2:14.\xt*\x* \m \v 11 Шуңа силәр әслидә әтлириңларға асасән «ят әлләр» дәп һесапланғиниңларни, — инсанниң қоли билән әтлиридә «хәтнә қилинғанлар» дәп аталғанлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлиғиңларни,\f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «силәр әслидә әтлириңларға асасән «ят әлләр» дәп һесапланғиниңлар»\+bd* — «әтлириңларға асасән» яки «әтлик көзқарашчә». \+bd «инсанниң қоли билән әтлиридә «хәтнә қилинғанлар» дәп аталғанлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлиғиңлар»\+bd* — демәк, Йәһудийлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлар. Инҗил бойичә «һәқиқий хәтнә» әттә әмәс, роһ-қәлбтә болуши керәк. Демәк, қәлб-роһ барлиқ шәхсий арзу-һәвәсләр, бу дунияға тәвә барлиқ езитқулуқтин «кесиветилип», Худаға ибадәт қилишқа әркин қилиниду. Мундақ «роһий хәтнә» «адәмниң қоли» билән әмәс, пәқәт Худаниң Муқәддәс Роһи арқилиқ болиду.\ft*\f* \v 12 шундақла шу чағда Мәсиһсиз болуп, Исраилниң пухралиқиниң сиртида туруп, вәдиләрни елип кәлгүчи әһдиләрни ят билип, бу дунияда үмүтсиз һәм худасиз яшиғиниңларни есиңларда тутуңлар; \f □ \fr 2:12 \fr*\ft \+bd «...вәдиләрни елип кәлгүчи әһдиләрни ят билип...»\+bd* — «вәдиләр» болса Худаниң вәдилири, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 2:12 \xo*\xt Рим. 9:4.\xt*\x* \v 13 лекин әсли жирақларда болған силәр һазир Мәсиһниң қени арқилиқ йеқин қилиндиңлар; \v 14 чүнки У бизниң енақлиғимиздур, У икки тәрәпни бир қилип оттуридики ара тамни чеқивәтти; \x + \xo 2:14 \xo*\xt Йәш. 9:5; Мик. 5:4; Юһ. 16:33; Рос. 10:36; Рим. 5:1; Кол. 1:20.\xt*\x* \v 15 йәни, Өз әтлири арқилиқ өчмәнликни түгитип, бәлгүлимиләрни көрсәткән, әмирләрни йәткүзгән қанунни бекар қилип, икки тәрәпни Өзидә йеңи бир адәм қилип яратти, шуниң билән енақлиқни апиридә қилди; \f □ \fr 2:15 \fr*\ft \+bd «йәни, Өз әтлири арқилиқ өчмәнликни түгитип, бәлгүлимиләрни көрсәткән, әмирләрни йәткүзгән қанунни бекар қилип, икки тәрәпни Өзидә йеңи бир адәм қилип яратти, шуниң билән енақлиқни апиридә қилди»\+bd* — «Мәсиһ Өз әтлири арқилиқ ... қанунни... бекар қилип» — Йәһудий җамаәт һәм Худани тонумақчи болған «ят әлләр»ниң достлуқта болушиға әң чоң тосалғу, шуниңдәк һәтта өчмәнликни пәйда қилған амил болса дәл Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән Тәврат қанунидики бәлгүлимиләр еди. «Қошумчә сөз»имиздә биз бу бәлгүлимиләр үстидә тохтилимиз. \ft*\fp «Йеңи бир адәм» — Мәсиһ вә җамаәт, йәни бир баш бир тән болиду (Мәсиһ баш, җамаәт тән болиду).\fp*\f* \v 16 кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди; \f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди»\+bd* — «бир тәндә» болса Өзиниң кресткә миқланған тени. Бу тән һазир тирилгәндин кейин Өзи билән җамаәттин тәркиб тапқан тән болди. «Кириш сөз»имиздики «җамаәт» тоғрилиқ мәзмунларни көрүң.\ft*\f* \v 17 андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди. \f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди»\+bd* — «У (Мәсиһ) келип.. силәргиму...хуш хәвәрни җакалиди».... мошу ишта биз Әйса Мәсиһниң «Өз тени болған җамаәт» билән бир болғанлиғимизни көримиз. Мәсиһ Әйса Йәһудий хәлқигә хуш хәвәрни җакалиғандин кейин, кресткә миқлинип, көмүлүп, тирилгән; андин әршкә көтирилгән. У қандақму «силәргә («жирақларда турғанлар»ға, йәни Йәһудий әмәсләргә) кәлди»? Җавап Инҗилдики «Расулларниң паалийәтлири»дә көрүлиду. Әйсаниң әлчилири, җамаитидикилири башқиларға хуш хәвәрни йәткүзгәндә, У Өзи улар арқилиқ мошу ишни қилиду. Чүнки җамаәт Өзиниң тенидур. Мәсилән, «Рос.» 1:1-2, 9:4-5 вә изаһатларни көрүң. \ft*\fp «Йеқин турғанлар» йәнә Йәһудийларни көрситиду, әлвәттә.\fp*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt Йәш. 57:19; Әф. 3:12.\xt*\x* \v 18 Чүнки һәр иккимизниң Униң арқилиқ бир Роһта Ата алдиға кириш һоқуқимиз бардур. \x + \xo 2:18 \xo*\xt Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 3:12; Ибр. 10:19.\xt*\x* \v 19 Шуңа шуниңдин башлап силәр мусапирлар, яқа жуттикиләр әмәс, бәлки муқәддәс бәндиләргә вәтәндаш болисиләр, Худаниң өйидикилиридин болисиләр; \x + \xo 2:19 \xo*\xt Гал. 6:10.\xt*\x* \v 20 силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ Өзидур; \f □ \fr 2:20 \fr*\ft \+bd «силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр»\+bd* — яки, «силәр расулларниң вә пәйғәмбәрләрниң улиниң үстигә қурулмақтисиләр». \+bd «силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ өзидур»\+bd* — «қошумчә сөз»дики «расуллар вә пәйғәмбәрләр» үстидики музакиримизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:20 \xo*\xt Йәш. 28:16; Мат. 16:18; 1Кор. 3:9,10; 1Пет. 2:4; Вәһ. 21:14\xt*\x* \v 21 Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта. \f □ \fr 2:21 \fr*\ft \+bd «Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта»\+bd* — «Рәбдә» «Мәсиһ Әйсаниң Өзидә». 22-айәттә «Рәбдә» «Униңда» дәп елиниду.\ft*\f* \x + \xo 2:21 \xo*\xt 1Кор. 6:19; 2Кор. 6:16; Әф. 4:16.\xt*\x* \v 22 Силәрму \add қошулуп\add* Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр.\f □ \fr 2:22 \fr*\ft \+bd «Силәрму қошулуп Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр»\+bd* — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи.\ft*\f* \b \b \m \c 3 \m \v 1 Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —\f □ \fr 3:1 \fr*\ft \+bd «Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —....»\+bd* — «Мәсиһ Әйсаниң мәһбури» — Павлус бу мәктупни язғанда Римдики бир түрмидә ятатти. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташлиғини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән ят әлләрдин болған ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән Павлус: «силәр ят әлдикиләр үчүн» ейтқанда, мән «римлиқларниң мәһбуси» әмәс, бәлки «Мәсиһниң мәһбуси»мән» дәйду. \ft*\fp Әмәлийәттә Павлусниң бу сөзлири 14-айәттә давамлишиду. 2-13-айәтләрниң һәммиси «тирнақ ичигә» елинған.\fp*\f* \x + \xo 3:1 \xo*\xt Рос. 21:33; Әф. 4:1; Фил. 1:7,13,14,16; Кол. 4:3; 2Тим. 1:8; Флм. 1.\xt*\x* \v 2 (силәр бәлким маңа тапшурулған, силәргә Худаниң шәпқитини елип баридиған ғоҗидарлиғим тоғрилиқ,\x + \xo 3:2 \xo*\xt Рос. 13:2; Рим. 1:5; Әф. 3:8.\xt*\x* \v 3 йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим;\f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим...»\+bd* — мүмкинчилиги барки, «мән йәнә бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим» дегән сөз болса униң мәзкур мәктуптики 1-бап 9-айәттә «Мәсиһниң сири» тоғрилиқ язған сөзлирини көрситиду; бизниңчә у униң Әфәсуслуқларға илгири язған бир хетини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 3:3 \xo*\xt Рос. 22:17,21; 26:16,17; Рим. 16:25; Гал. 1:11,12.\xt*\x* \v 4 силәр уни оқуғиниңларда, Мәсиһниң сири тоғрилиқ йорутулғанлиғимни билип йетисиләр) \v 5 илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға Униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс.\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «... расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк...»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. \+bd «илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс»\+bd* — расулниң сөзлири интайин зилдур. У Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ бу сир илгәрки дәвирләрдә қәтъий аян қилинмай қалған әмәс, дәп пуритиду; әмәлийәттә болса Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бәзи бешарәтлиридә һәм Тәвратта хатириләнгән бәзи вақиәләрдә бу сир пуритилип ғил-пал көрүниду.\ft*\f* \x + \xo 3:5 \xo*\xt Рос. 10:28.\xt*\x* \v 6 Демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду;\f □ \fr 3:6 \fr*\ft \+bd «демәк, хуш хәвәр арқилиқ...»\+bd* — «хуш хәвәр» — оқурмәнләрниң есидә болуш керәкки, «Инҗил» дегән сөз дәл «хуш хәвәр» дегән мәнидә. \+bd «демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду»\+bd* — Йәһудий әмәсләрниң «ортақ мирасхор» болғанлиғи «ишәнгүчи Исраил билән ортақ мирасхор» болғанлиғини көрситиду; «тән» мошу йәрдә Мәсиһниң тени, йәни җамаәтни көрситиду.\ft*\f* \v 7 Худаниң шәпқити маңа елип кәлгән илтипат билән, Униң күч-қудритиниң жүргүзүлүши билән, мән бу ишқа хизмәткар қилип тайинландим;\x + \xo 3:7 \xo*\xt Әф. 1:19; Кол. 2:12.\xt*\x* \v 8 маңа — муқәддәс бәндилири ичидики әң төвинидинму төвән болған маңа мошу илтипат, йәни әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш\f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш»\+bd* — «әлләр» Муқәддәс Китапта дайим дейилгәндәк, «Йәһудий әмәсләр», «ят әлликләр»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 3:8 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; 22:21; 1Кор. 15:9; Гал. 1:16; 2:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11,15.\xt*\x* \v 9 вә шундақла һәммини яратқан Худада йошурун болуп кәлгән бу сирниң қандақ әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ һәммәйләнни йорутуш хизмити аманәт қилинди. \x + \xo 3:9 \xo*\xt Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Юһ. 1:3; Рим. 16:25; Әф. 1:9; Кол. 1:16, 26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; Ибр. 1:2; 1Пет. 1:20.\xt*\x* \v 10 Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур. \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур»\+bd* — «әршләрдә болған һокүмранлар» һәм һоқуқлар бәлким һәм пәриштиләр вә йәнә җин-шәйтанларни көрситиду (6:12ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 3:10 \xo*\xt 1Пет. 1:12.\xt*\x* \v 11 Бу иш болса, Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур; \f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси болса «Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә нишан қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур».\ft*\f* \v 12 Униң ишәш-садиқлиғи арқилиқ биз җасарәткә һәм Худаниң алдиға хатирҗәмлик билән кириш һоқуқиға егә болдуқ; \x + \xo 3:12 \xo*\xt Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 2:18; Ибр. 10:19.\xt*\x* \v 13 шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду).\f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду»\+bd* — бу айәтниң үч мүмкинчилиги бар мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:13 \xo*\xt Фил. 1:14; Кол. 1:24; 1Тес. 3:3.\xt*\x* \m \v 14 Мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки, \f □ \fr 3:14 \fr*\ft \+bd «шу сәвәптин ...»\+bd* — 1-айәтниң давами. \+bd «мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки, ...»\+bd* — «Ата» Худа, әлвәттә. Бәзи кона көчүрмиләрдә «Шу сәвәптин тизлиримни Рәб Әйса Мәсиһниң Атисиға пүкимәнки,...» дейилиду.\ft*\f* \v 15 ( асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду) \f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду»\+bd* — бу сөзниң әһмийити бәлким шуки, Худа «Ата» болғандин кейин, асман-зиминни «атилиқ», йәни «ата-балилиқ» (мәйли инсанлар арисида болсун, һайванлар арисида болсун яки һәтта өсүмлүкләр арисида болсун) мунасивәтләр билән толдурған. Павлус, Худа Өзиниң атилиқ муһәббитини мошу көплигән мунасивәтләр билән испатлимақчи болған йәрдә, мән Униң пәрзәнти болуш сүпитим билән, Униңдин мошундақ бүйүк тиләкни толиму ишәш билән тиләймән, демәкчи.\ft*\f* \v 16 У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй; \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй»\+bd* — «ички дуния» грек тилида «ички адәм» — бу ибарә адәмниң роһини, қәлбини, «ички дуния»сини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 3:16 \xo*\xt Әф. 6:10.\xt*\x* \v 17 шуниң билән Мәсиһ қәлбиңларда ишәш арқилиқ туруп, силәр меһир-муһәббәт ичидә йилтиз тартған, һул селинған, \x + \xo 3:17 \xo*\xt Кол. 2:7.\xt*\x* \v 18-19 барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған Униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр. \f □ \fr 3:18-19 \fr*\ft \+bd «барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр»\+bd* — оқурмәнләр диққәт қилидуки, бу улуқ ишлар үчүн, болупму муһәббәтни толуқ егиливелиш үчүн Худаниң Роһи арқилиқ кәлгән күч-қудрәт толиму керәктур (16-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 20 Әнди ичимиздә жүргүзидиған қудрити бойичә барлиқ тилигимиз яки ойлиғанлиримиздинму һәдди-һесапсиз артуқ вуҗудқа чиқиришқа қадир Болғучиға, — \x + \xo 3:20 \xo*\xt Рим. 16:25.\xt*\x* \v 21 Униңға дәвирдин дәвиргичә, әбәдил-әбәткичә җамаәттә Мәсиһ Әйса арқилиқ шан-шәрәп болғай! Амин! \b \b \m \c 4 \m \v 1 Әнди шу сәвәпләрдин, Рәбниң мәһбуси болған мәнки, \add Худаниң\add* силәрни чақирған \add бүйүк\add* чақириқиға лайиқ һалда меңишлириңларни өтүнимән,\x + \xo 4:1 \xo*\xt Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Фил. 1:27; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12.\xt*\x* \v 2 һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән, бир-бириңларға муһәббәт ичидә кәң қосақ болуп,\f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән...»\+bd* — Инҗилда «юваш-мулайимлиқ»ниң алаһидилиги бар; у болсиму қорқунучтин күчлүкләргә йол қойидиған аҗизлиқ әмәс, бәлки Худаниң йолида талаш-тартишлардин қол үзүш, Худаниң һәммә ишлиримизни зораванлиқсиз, җедәлсиз тоғра орунлаштурушиға иман бағлаштур; мошундақ позитсийә мулайим, ювашлиқ билән билдүрүлиду.\ft*\f* \x + \xo 4:2 \xo*\xt Кол. 1:11; 3:12; 1Тес. 5:14.\xt*\x* \v 3 енақ-хатирҗәмликниң риштиси билән, Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни \add өтүнимән\add*.\f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «... Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни өтүнимән»\+bd* — «Роһта» — Худаниң Роһида, Муқәддәс Роһта.\ft*\f* \v 4 Тән бирдур, Роһ бирдур, — худди чақирилғиниңларда, охшаш бир арзу-үмүткә чақирилғиниңлардәк, — \v 5 Рәб бирдур, иман-етиқат бирдур, чөмүлдүрүлүш бирдур,\x + \xo 4:5 \xo*\xt Қан. 4:39; Мал. 2:10; 1Кор. 8:4, 6; Луқа 12:50\xt*\x* \v 6 һәмминиң ХудаАтиси бирдур; У болса һәммидин үстүн турғучи, һәммини жүргүзгүчи вә һәммимизниң ичидә Болғучидур.\f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «һәммимизниң ичидә Болғучидур»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «һәмминиң ичидә Болғучидур» (яки «һәмминиң ичидидур» яки «һәммиңларниң ичидә Болғучидур») дейилиду. 4-7-айәтләр көрсәткән бирликләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә қисқичә музакирә қилимиз.\ft*\f* \v 7 Шундақтиму һазир һәр биримизгә Мәсиһниң илтипатиниң өлчими бойичә шәпқәт тәқдим қилинғандур;\x + \xo 4:7 \xo*\xt Рим. 12:6; 1Кор. 12:11; 2Кор. 10:13; 1Пет. 4:10.\xt*\x* \v 8 шуңа, муқәддәс китапта \add Худа\add* ейтқинидәк: — \m «У жуқуриға көтирилди, \m \add Инсанларни\add* тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти, \m Һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди».\f □ \fr 4:8 \fr*\ft \+bd «шуңа, Муқәддәс Китапта Худа ейтқинидәк: — «У жуқуриға көтирилди, инсанларни тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти, һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди»»\+bd* — расул Павлус бу сөзлиридә «Зәбур»дики 67:19ни нәқил кәлтүрүп түп мәнини йәкүнлигән. «Жуқириға көтирилди» Мәсиһниң өлүмдин тирилип әршләргә көтирилгәнлигини көрситиду. У әрштин Өзигә ишәнгәнләргә Муқәддәс Роһни әвәтип һәр хил илтипатларни тәқдим қилди вә шуниңдәк һазирму тәқдим қилмақта. \ft*\fp Бу әҗайип бешарәтниң мәнасини толуқрақ тонуш үчүн биз «Зәб.» 67:19ға қошқан изаһатни көрүң.\fp*\f* \x + \xo 4:8 \xo*\xt Зәб. 67:19\xt*\x* \m \v 9 Әнди «көтирилгән» зат болса, \add авал\add* йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму? \f □ \fr 4:9 \fr*\ft \+bd «Әнди «көтирилгән» зат болса, авал йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму?»\+bd* — Мәсиһниң «йәрниң тегигә (грек тилида «тәглиригә») чүшкән»лиги немини көрситиду? «Зәб.» 138:15ни көрүң. Бу Зәбурдики күй бойичә «йәрниң тәглири» болса инсанниң түп тәбиити шәкилләндүрүлгән җай болуп, Мәсиһниң «йәрниң тәглиригә чүшүш»и бәлким дәл инсанниң тәбиитиниң түп мәсилисини, йәни гуналиқ маһийитимизни үзүл-кесил бир тәрәп қилиши үчүн еди. Шуңа бизниңчә бу ибарә Мәсиһ кресткә миқлинишниң чоңқур азаплирида бир тәрәп қилған ишларни көрситиду; бәзи алимлар, Мәсиһниң «чүшкәнлиги», өлүмдин кейин роһиниң тәһтисараға чүшкәнлигини көрситиду, дәп қарайду. Буниңму мүмкинчилиги бар.\ft*\f* \x + \xo 4:9 \xo*\xt Юһ. 3:13; 6:62; Зәб. 138:15\xt*\x* \v 10 Чүшкән зат болса барлиқ әршләрдин жуқуриға көтирилгәнниң дәл Өзидур; көтирилишиниң мәхсити, аләмниң барлиғини толдуруштин ибарәт; \v 11 Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур. \f □ \fr 4:11 \fr*\ft \+bd «Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур»\+bd* — оқурмәнләр диққәт қилидуки, бу айәттә ейтилған соғатлар (8-айәтни көрүң) «роһий илтипатлар» әмәс, бәлки «роһий илтипатлар»ға егә болған роһий адәмләрдур. Мәсиһ мошундақ адәмләрни җамаити вә дунияни бәрикәтләш үчүн тайинлайду.\ft*\f* \x + \xo 4:11 \xo*\xt 1Кор. 12:28.\xt*\x* \v 12 Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт; \f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа ...»\+bd* — «җүмлидин» — яки «йәни» дәп чүшәнгили болиду. \+bd «Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт»\+bd* — демәк, расуллар, пәйғәмбәрләр, хуш хәвәрчиләр, баққучилар вә тәлим бәргүчиләр (11-айәт)ниң вәзиписи Мәсиһниң тени болған җамаәтни Худаниң толуқ хизмитини қилиш үчүн қуралландуруштин ибарәттур. Худаниң хизмитини қилидиған бу «роһаний адәмләр»ла әмәс, бәлки пүткүл җамаәтниң һәммә әзалири өз рольи бойичә вәзиписигә әмәл қилиши керәктур. \ft*\fp «Қуруп чиқиш» дегән ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. \fp*\fp Грек тилида «қуралландуруп камаләткә кәлтүрүш» бирла сөз билән ипадилиниду.\fp*\f* \x + \xo 4:12 \xo*\xt Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 1:23; 5:23; Кол. 1:24.\xt*\x* \v 13 вәзипә һәммимизниң етиқатта һәм Худаниң Оғлини толуқ тонушта бирликкә келишимизгичә, камил адәм болуп йетишип чиқишимизғичә, — йәни Мәсиһниң мукәммәл җәвһири гәвдиләнгән қәдди-қамәт өлчимигә йетишимизгичә давамлаштурулмақта; \v 14 шундақ болғанда, йәнә гөдәк балилардин болмай, адәмләрниң қувлуғидин ойлап чиққан алдамчи нийәт-планлири билән, уларниң һейлә-нәйриңидин чиққан тәлиматиниң долқунлиридин урулуп, униң һәр хил шамилида уяқ-буяққа учурулуп кәтмәймиз; \x + \xo 4:14 \xo*\xt Мат. 11:7; 1Кор. 14:2.\xt*\x* \v 15 әксичә, меһир-муһәббәт ичидә туруп һәқиқәткә берилип иш көрүп, бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз; \f □ \fr 4:15 \fr*\ft \+bd «... бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз»\+bd* — сөзмусөз тәрҗимиси: «... бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа Униңға (яки «Униң ичигә») һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз». Демәк, «аллиқачан униң тениниң бир әзаси болған һалда ... давамлиқ өсидиған...».\ft*\f* \x + \xo 4:15 \xo*\xt Әф. 5:23; Кол. 1:18.\xt*\x* \v 16 Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп, һәр бир әзаниң өзигә хас өлчәнгән вәзипини өтиши билән барғанчә өстүрүлүп, муһәббәт ичидә өз-өзини қуруп чиқишқа ишлимәктә.\f □ \fr 4:16 \fr*\ft \+bd «Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп...»\+bd* — «путкүл тән» — җамаәттур.\ft*\f* \x + \xo 4:16 \xo*\xt Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 2:21.\xt*\x* \m \v 17 Шуңа шуни ейтимәнки, Рәбтә уни тапилаймәнки, ят әлләрниңкидәк, йәни уларниң өз ой-пикирлириниң бимәнилигидә маңғинидәк меңивәрмәслигиңлар керәк; \x + \xo 4:17 \xo*\xt Рим. 1:9, 18; 1Пет. 4:3.\xt*\x* \v 18 улар қәлбиниң қаттиқлиғидин келип чиққан билимсизлик түпәйлидин, Худаниң һаятидин ада-җуда қилинип, чүшәнчиси қараңғулишип кәткән,\x + \xo 4:18 \xo*\xt 1Тес. 4:5.\xt*\x* \v 19 ар-номусни ташливетип, нәпсанийәтчилиги көпийип һәр хил ипласлиқларни жүргүзүшкә, кәйп-сапаға берилгән. \v 20 Амма силәр болсаңлар, Мәсиһни шундақ йолда үгинип тонуған әмәссиләр — \v 21 (һәқиқәтниң Әйсада болғинидәк, уни һәқиқәтән аңлиған, униңда үгитилгән болсаңлар) — \v 22 демәк, илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип, \f □ \fr 4:22 \fr*\ft \+bd «илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип, ...»\+bd* — «кона адәм» тоғрилиқ «Рим.» 6:6 вә изаһатини көрүң.\ft*\f* \x + \xo 4:22 \xo*\xt Кол. 3:9; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:1.\xt*\x* \v 23 ой-зеһниңларниң роһида йеңилинип, \v 24 Худаниң охшашлиғиға асасән, һәқиқәттин чиққан һәққанийлиқта вә пак-муқәддәсликтә яритилған «йеңи адәм»ни кийивелишиңлар керәктур.\x + \xo 4:24 \xo*\xt Рим. 6:4; Кол. 3:10; 1Пет. 4:2.\xt*\x* \m \v 25 Шуниң билән ялғанчилиқни селиветип, һәр биримиз өз йеқинлиримиз билән һәқиқәтни сөзлишәйли; чүнки биз бир-биримизгә нисбәтән бир тәнниң әзалиридурмиз.\x + \xo 4:25 \xo*\xt Зәк. 8:16.\xt*\x* \m \v 26 «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар»; ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун; \f □ \fr 4:26 \fr*\ft \+bd «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар»\+bd* — «Зәк.» 8:16, «Зәб.» 4:5. Бу айәт 25-айәттики «һәқиқәтни сөзлишәйли» дегән сөз билән бағлиқтур. Бир тәрәптин аччиғилинишқа тегишлик сәвәви болуп туруп гәп қилмиса гуна болиду; йәнә бир тәрәптин аччиқ адәмни гунаға башлишиму мүмкин, шу тәрәптинму һези болуши керәк. Шуңа «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар» дейилиду. \+bd «ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун»\+bd* — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Аччиқлашниң сәвәви күн патқичә давамлишивәрмисун». Әгәр бу тәрҗимә тоғра болса, адәм униңға зади қандақ әмәл қилиши керәк? — бизниңчә бу тәрҗимә мәнтиқиғә уйғун әмәс.\ft*\f* \x + \xo 4:26 \xo*\xt Зәб. 4:5\xt*\x* \v 27 яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар.\f □ \fr 4:27 \fr*\ft \+bd «яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар»\+bd* — «Иблис» — Шәйтан.\ft*\f* \x + \xo 4:27 \xo*\xt Яқ. 4:7; 1Пет. 5:9.\xt*\x* \m \v 28 Оғри иккинчи оғрилиқ қилмисун; әксичә у меһнәт қилип икки қолиға тайинип һалал иш қилсунки, һаҗити болғанларғиму бөлүп бәргидәк өз тапқини болсун.\x + \xo 4:28 \xo*\xt Рос. 20:35; 1Тес. 4:11; 2Тес. 3:8,12.\xt*\x* \m \v 29 Ағзиңлардин һеч қандақ иплас сөз чиқмисун, пәқәт аңлиғучиларға шәпқәт йәтсун үчүн, еһтияҗқа уйғун вә адәмни қуруп чиқидиған сөзләрни ейтиңлар. \x + \xo 4:29 \xo*\xt Мат. 12:36; Әф. 5:3, 4.\xt*\x* \v 30 Худаниң Муқәддәс Роһиға азап бәрмәңләр; чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр; \f □ \fr 4:30 \fr*\ft \+bd «чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр»\+bd* — «һөр-ниҗат күни» — 1:14дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 4:30 \xo*\xt Луқа 21:28; Рим. 8:16,23; 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13,14.\xt*\x* \v 31 өзүңлардин һәр қандақ өч-адавәт, аччиқ-ғәзәп, қәһр, җедәл-маҗиралар, тил-аһанәт һәмдә һәр хил қара нийәтләрни нери қилиңлар; \x + \xo 4:31 \xo*\xt Кол. 3:19.\xt*\x* \v 32 бир-бириңларға меһриван, юмшақ диллиқ болуп, Худа Мәсиһтә силәрни кәчүрүм қилғинидәк бир-бириниңларни кәчүрүм қилиңлар. \f □ \fr 4:32 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар»\+bd* — «хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ» мошу йәрдә (барлиғи Худаға атап көйдүрүлгән) «көйдүрмә қурбанлиқ» көздә тутулиду.\ft*\f* \x + \xo 4:32 \xo*\xt Мат. 6:14; Мар. 11:25; Фил. 2:1; Кол. 3:12,13.\xt*\x* \b \b \m \c 5 \s1 (Давами) \m \v 1-2 Шуңа Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлиридин болуп, Уни үлгә қилиңлар; һәмдә Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар.\x + \xo 5:1-2 \xo*\xt Юһ. 13:34; 15:12; Гал. 2:20; 1Тес. 4:9; Тит. 2:14; 1Пет. 3:18; Ибр. 8:3; 9:14; 1Юһа. 3:23; 4:21\xt*\x* \v 3 Амма муқәддәс бәндиләргә лайиқ һалда, бузуқлуқ, һәр қандақ паскинилиқ яки нәпсанийәтчилик араңларда һәтта тилғиму елинмисун;\x + \xo 5:3 \xo*\xt Мар. 7:21; Әф. 4:29; Кол. 3:5.\xt*\x* \v 4 Шундақла ипласлиқ, әхмиқанә параңлар яки чакина чақчақларму тилиңларға елинмисун — буларму мувапиқ әмәстур — бәлки ағзиңлардин тәшәккүрләр чиқсун. \m \v 5 Чүнки шуниңдин хәвәрдарсиләрки, һәр қандақ бузуқлуқ қилғучи, напак болғучи яки нәпсанийәтчи киши (бундақ киши әмәлийәттә бир бутпәрәскә баравәр) Мәсиһ вә Худаниң падишалиғиға мирасхор болалмайду.\x + \xo 5:5 \xo*\xt 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Кол. 3:5; Вәһ. 22:15.\xt*\x* \v 6 Һеч кимгә өзүңларни қуруқ гәпләр билән алдатмаңлар; чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрниң бешиға чүшиду.\x + \xo 5:6 \xo*\xt Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Мар. 13:5; Луқа 21:8; Кол. 2:4,18; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1.\xt*\x* \m \v 7 Шуңа уларға мошу ишларда шерик болмаңлар; \v 8 чүнки силәр әсли қараңғулуқ едиңлар, лекин һазир Рәбдә йоруқлуқсиләр; йоруқлуқниң пәрзәнтлиригә лайиқ меңиңлар\x + \xo 5:8 \xo*\xt 1Тес. 5:4.\xt*\x* \v 9 (чүнки йоруқлуқниң мевиси толуқ меһриванлиқ, һәққанийлиқ вә һәқиқәттин тәркиб тапқандур), \x + \xo 5:9 \xo*\xt Гал. 5:22.\xt*\x* \v 10 немә ишларниң Рәбни хурсән қилидиғанлиғини үгинип испатлаңлар. \v 11 Қараңғулуқтики мевисиз ишлар билән четилип қалмаңлар; әксичә, уларни ечип әйипләңлар; \x + \xo 5:11 \xo*\xt Мат. 18:17; 1Кор. 5:8; 10:20; 2Кор. 6:14; 2Тес. 3:14.\xt*\x* \v 12 чүнки уларниң йошурунчә ишлигәнлирини һәтта тилға елишму номус иштур. \v 13 Амма йоруқлуқ билән әйипләп ашкариланған һәр қандақ нәрсә очуқ көрүниду; йоруқлуқ ашкарилиған һәммә нәрсә йоруқлуққа айлиниду. \x + \xo 5:13 \xo*\xt Юһ. 3:20,21.\xt*\x* \v 14 Шуниң үчүн У мундақ дәйду: — \m «Ойған, әй уйқичи! \m Тирил өлүкләр арисидин! \m Вә Мәсиһ сени парлап йоритиду».\f □ \fr 5:14 \fr*\ft \+bd «Ойған, әй уйқичи! Тирил өлүкләр арисидин! Вә Мәсиһ сени парлап йоритиду»\+bd* — бу сөзләр Тәвраттики бешарәт әмәс, бәлки Тәвраттики бир нәччә бешарәтләрниң бир хил йәкүни яки Инҗил дәвридики намәлум пәйғәмбәрниң күй-мәдһийә сөзлиридин елинған сөзләр болуши мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 5:14 \xo*\xt Рим. 13:11; 1Тес. 5:6.\xt*\x* \m \v 15 Шуниң үчүн силәрниң меңиватқан йолуңларға еһтият билән диққәт қилиңлар; йолуңлар наданларниңкидәк әмәс, даналарниңкидәк болсун; \x + \xo 5:15 \xo*\xt Кол. 4:5.\xt*\x* \v 16 вақит-пурсәтни ғәниймәт билип тутувелиңлар; чүнки мошу дәвир рәзилдур. \f □ \fr 5:16 \fr*\ft \+bd «вақит-пурсәтни ғәниймәт билип тутувелиңлар...»\+bd* — грек тилида «мошу күнләрни ғәниймәт билип тутувелиңлар...».\ft*\f* \x + \xo 5:16 \xo*\xt Рим. 13:11.\xt*\x* \v 17 Бу сәвәптин надан болмаңлар, бәлки Рәбниң ирадисиниң немә екәнлигини чүшәнгүчи болуңлар; \x + \xo 5:17 \xo*\xt Рим. 12:2; 1Тес. 4:3.\xt*\x* \v 18 Һарақ-шарап ичип мәс болмаңлар; шундақ қилиқ адәмни шаллақлаштуриду; буниң орниға Роһқа толдурулғучи болуңлар, \f □ \fr 5:18 \fr*\ft \+bd «һарақ-шарап ичип мәс болмаңлар; шундақ қилиқ адәмни шаллақлаштуриду; буниң орниға Роһқа толдурулғучи болуңлар..»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.\ft*\f* \x + \xo 5:18 \xo*\xt Пәнд. 23:29; Йәш. 5:11,22; Луқа 21:3; Рос.2:4\xt*\x* \v 19 бир-бириңларға зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшилар ейтишип, қәлбиңларда нахша-нәғмиләр яңритип Рәбни мәдһийиләңлар; \f □ \fr 5:19 \fr*\ft \+bd «бир-бириңларға зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшилар ейтишип, қәлбиңларда нахша-нәғмиләр яңритип рәбни мәдһийиләңлар»\+bd* — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиши мүмкин («1Кор.» 14:15ни вә изаһатларниму көрүң).\ft*\f* \x + \xo 5:19 \xo*\xt Кол. 3:16.\xt*\x* \v 20 һәрдайим һәммә ишлар үчүн Рәб Әйса Мәсиһниң намида Худа һәм Ата Болғучиға тәшәккүр-рәхмәт ейтиңлар, \x + \xo 5:20 \xo*\xt Кол. 3:17; 1Тес. 5:18.\xt*\x* \v 21 Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар.\f □ \fr 5:21 \fr*\ft \+bd «Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар»\+bd* — бу ишлар вә қалған җекиләшләр асасән һәммиси «Муқәддәс Роһқа толдурулуш»ниң нәтиҗисидур. \ft*\fp «Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар» — «Мәсиһтин әйминиш» биринчи орунда болуш керәк; җамаәттики мәлум бир қериндишиға бойсунуш Мәсиһниң әмирлиригә уйғун кәлмисә у чағда у қериндишиға бойсунмаслиқ керәктур.\fp*\f* \m \v 22 Силәр аяллар, Рәбкә бойсунғандәк өз әрлириңләргә бойсунуңлар; \x + \xo 5:22 \xo*\xt Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Кол. 3:18; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1.\xt*\x* \v 23 чүнки Мәсиһ җамаәтниң беши болғандәк, әр аялниң бешидур; Мәсиһ йәнә тәнгә қутқузғучидур. \f □ \fr 5:23 \fr*\ft \+bd «чүнки Мәсиһ җамаәтниң беши болғандәк, әр аялниң бешидур; Мәсиһ йәнә тәнгә қутқузғучидур»\+bd* — «тән» мошу йәрдә «җамаәт»ни көрситиду. Йәнә бир тәрәптин расул Павлус мошу йәрдә «Мәсиһ тәнгә қутқузғучидур» дегән сөзи билән, әрниң өз аялини қутқузуш вә аялиниң тенини асраш мәсъулийити бар, дегәнни пуритиду.\ft*\f* \x + \xo 5:23 \xo*\xt Рим. 12:5; 1Кор. 11:3; 12:27; Әф. 1:22,23; 4:12,15; Кол. 1:18,24.\xt*\x* \v 24 Әндиликтә җамаәт Мәсиһкә бойсуғандәк, аяллар әрлиригә һәммә ишта бойсунсун. \m \v 25 Әрләр аяллириңларни сөйүңләр, худди Мәсиһниңму җамаәтни сөйүп, униң үчүн Өзини пида қилғинидәк сөйүңлар; \x + \xo 5:25 \xo*\xt Гал. 1:4; Әф. 5:2; Кол. 3:19.\xt*\x* \v 26 \add Мәсиһниң җамаәт үчүн\add* шундақ қилиши җамаәтни муқәддәс қилип, «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур, \f □ \fr 5:26 \fr*\ft \+bd «(Мәсиһниң җамаәт үчүн) шундақ қилиши җамаәтни муқәддәс қилип, «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур»\+bd* — «җамаәтни» грек тилида «уни». Бу айәттики «у» җамаәтни көрсәткәндә, грек тилидики «аялчә род»та ипадилиниду. Айәттики охшитиш дәл шуки, жигитниң тойда өзигә ятлиқ болидиған сөйүмлүк қизни өзигә һазир қилғинидәк, Мәсиһ җамаәтни Өзигә һазир қилиду. Той болса җәннәттә болиду («Вәһ.» 19:7-9, 21:9-10ни көрүң). \+bd «... «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур»\+bd* — «дасниң сүйи» Тәврат дәвридики заманларда каһинлар ибадәтханида Худаға һәр қетим йеқинлашқанда, пүткүл тәнлирини чоң дас («деңиз») ичидә жуюши керәк. Шуниңға охшаш йолда Худаға йеқинлашқинимизда, биздә налайиқ бирәр ишлар болса, Униң сөз-калами бизгә пакландуруш йолини (демәк, гунани иқрар қилип, товва қилиш, Әйсаниң қени арқилиқ кәчүрүм қилинип пакландурулуш йолини) көрситиш рольини ойнайду.\ft*\f* \x + \xo 5:26 \xo*\xt Тит. 3:5; 1Пет. 3:21.\xt*\x* \v 27 шуниңдәк җамаәтни шәрәплик һалда Өзигә һазир қилип, уни һеч дағ, қоруқ яки буларға охшаш һәр қандақ нәрсиләрдин халий қилип, толуқ муқәддәс вә әйипсиз қилиштин ибарәттур. \x + \xo 5:27 \xo*\xt Кол. 1:22.\xt*\x* \v 28 Шуниңға охшаш, әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәктур; өз аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр. \v 29 Чүнки һеч ким әсла өзиниң етидин нәпрәтләнгән әмәс, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду; бу худди Мәсиһниң җамаәтни \add озуқландуридиғиниға һәм уни асрайдиғиниға\add* охшайду. \v 30 Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз: —\f □ \fr 5:30 \fr*\ft \+bd «Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз: —»\+bd* — бәзи кона көчүрүлмиләрдә: «Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз; биз Униң әтлиридин, Униң сүйәклиридин болғанмиз» дейилиду («Яр.» 2:23ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 5:30 \xo*\xt Рим. 12:5; 1Кор. 12:27.\xt*\x* \m \v 31 «Шу сәвәптин әр ата-анисиниң йенидин айрлип, өз аялиға бағлиниду; иккиси бир тән болиду».\f □ \fr 5:31 \fr*\ft \+bd «Шу сәвәптин әр ата-анисиниң йенидин айрлип, өз аялиға бағлиниду; иккиси бир тән болиду»\+bd* — «Яр.» 2:23.\ft*\f* \x + \xo 5:31 \xo*\xt Яр. 2:24; Мат. 19:5; Мар. 10:7; 1Кор. 6:16.\xt*\x* \m \v 32 Бу сир интайин чоңқурдур; амма мән һазир Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ сөзләватимән. \f □ \fr 5:32 \fr*\ft \+bd «бу сир интайин чоңқурдур; амма мән һазир Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ сөзләватимән»\+bd* — әр-аялниң бир-биригә бағлинип бир тән болуши дәрһәқиқәт чоңқур бир сир; Мәсиһниң җамаәткә бағлинип униң билән бир тән болуши техиму чоңқур бир сирдур.\ft*\f* \v 33 Амма силәрму һәр бириңлар өз аялиңларни өзүңларни сөйгәндәк сөйүңлар; аял болса, еридин әйминип, уни һөрмәтлисун. \b \b \m \c 6 \m \v 1 Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур.\x + \xo 6:1 \xo*\xt Кол. 3:20.\xt*\x* \v 2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур —\f □ \fr 6:2 \fr*\ft \+bd «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә»\+bd* — «Мис.» 20:12.\ft*\f* \x + \xo 6:2 \xo*\xt Мис. 20:12; Қан. 5:16; 27:16; Мат. 15:4; Мар. 7:10.\xt*\x* \m \v 3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — \add дәп вәдә қилинған\add*.\f □ \fr 6:3 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән»\+bd* — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.\ft*\f* \m \v 4 Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар.\x + \xo 6:4 \xo*\xt Қан. 6:7,20; Зәб. 77:4; Пәнд. 19:8; 29:17.\xt*\x* \m \v 5 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар;\f □ \fr 6:5 \fr*\ft \+bd «Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар»\+bd* — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 6:5 \xo*\xt Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.\xt*\x* \v 6 пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар, \v 7 адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар; \v 8 шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду. \m \v 9 Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр.\x + \xo 6:9 \xo*\xt Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Кол. 3:25; 4:1; 1Пет. 1:17.\xt*\x* \b \m \v 10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар; \v 11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар; \x + \xo 6:11 \xo*\xt Кол. 3:12; 1Тес. 5:8.\xt*\x* \v 12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур.\x + \xo 6:12 \xo*\xt Әф. 2:2.\xt*\x* \v 13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр. \f □ \fr 6:13 \fr*\ft \+bd «рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр»\+bd* — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду.\ft*\f* \x + \xo 6:13 \xo*\xt 2Кор. 10:4.\xt*\x* \v 14-15 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар. \x + \xo 6:14-15 \xo*\xt Йәш. 59:17; Луқа 12:35; 2Кор. 6:7; 1Пет. 1:13.\xt*\x* \v 16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр. \f □ \fr 6:16 \fr*\ft \+bd «...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар»\+bd* — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар».\ft*\f* \v 17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар; \f □ \fr 6:17 \fr*\ft \+bd «Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.\ft*\f* \x + \xo 6:17 \xo*\xt Йәш. 59:17; 1Тес. 5:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16.\xt*\x* \v 18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар; \f □ \fr 6:18 \fr*\ft \+bd «һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар»\+bd* — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.\ft*\f* \x + \xo 6:18 \xo*\xt Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17.\xt*\x* \v 19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай. \x + \xo 6:19 \xo*\xt Рос. 4:29; 2Тес. 3:1.\xt*\x* \v 20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, \add хуш хәвәр йәткүзүштә\add* дадиллиқ билән сөз қилишимға \add дуа қилиңлар\add*.\x + \xo 6:20 \xo*\xt 2Кор. 5:20.\xt*\x* \m \v 21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду. \x + \xo 6:21 \xo*\xt Рос. 20:4; Кол. 4:7; Тит. 3:12.\xt*\x* \v 22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур.\x + \xo 6:22 \xo*\xt 2Тим. 4:12.\xt*\x* \m \v 23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай! \m \v 24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!