\id COL \ide UTF-8 \h Колоссиликләргә \toc1 Колоссиликләргә \toc2 Колоссиликләргә \toc3 Кол. \mt1 Колоссиликләргә \c 1 \s1 Расул Павлус Колосси шәһиридики җамаәткә язған мәктуп \m \v 1-2 Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин вә қериндаш Тимотийдин, Колосси шәһиридә туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни садиқ қериндашларға салам! Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!\f □ \fr 1:1-2 \fr*\ft \+bd «Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Худа Атимиз вә Рәб Әйса Мәсиһдин меһри-шәпқәт силәргә болғай!» дәп хатириләнгән.\ft*\f* \x + \xo 1:1-2 \xo*\xt Рим. 1:7; Гал. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \m \v 3-4 Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, силәр үчүн дуа қилғинимизда силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүт түпәйлидин Рәб Әйса Мәсиһниң Худа-Атисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;\f □ \fr 1:3-4 \fr*\ft \+bd «Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин... Рәб Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;»\+bd* — толуқ икки айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәб Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндилиригә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, Рәб Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз. Бу етиқат вә муһәббитиңлар силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүттин барлиққа кәлгән». Амма бизниңчә үмүт етиқаттин әмәс, әксичә етиқат үмүттин келиду. Бизниңчә Павлус уларниң келидиған бәхитини көзләп униң үчүн өзи шатлиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:3-4 \xo*\xt Әф. 1:15; Фил. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3.\xt*\x* \v 5 Силәр илгири бу үмүт тоғрисида хуш хәвәрдики һәқиқәт сөзлири арқилиқ аңлиғансиләр;\x + \xo 1:5 \xo*\xt 1Пет. 1:4.\xt*\x* \v 6 бу хуш хәвәр пүткүл җаһанға йетип келип мевә берип көпәймәкта, шундақла силәргиму йетип келип, силәр уни аңлап Худаниң меһри-шәпқитини һәқиқәтән билип йәткән биринчи күндин башлап у силәрдиму мевә берип көпийип бармақта;\x + \xo 1:6 \xo*\xt Мар. 4:8; Юһ. 15:16.\xt*\x* \v 7 силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр; у ярдимиздә Мәсиһниң садиқ хизмәтчисидур;\f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр»\+bd* — «ишдишимиз» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдишимиз» дегән уқумни билдүриду. Әпафрас Колоссидин кәлгән (4:12-айәтни көрүң). У Павлус вә хизмәтдашлириға ярдәм бәргәнлиги үчүн, Павлус тәкәллуп билән униң ярдимини Колоссидики җамаәтниң ярдими дәп қарайду. Бәзи кона көчүрмиләрдә: «у силәрниң ярдимиңларда Мәсиһниң садиқ хизмәчтисидур» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt Кол. 4:12; Флм. 23.\xt*\x* \v 8 у бизгә силәрниң Роһта болған муһәббитиңларни аян қилди.\f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «у бизгә силәрниң роһта болған муһәббитиңларни аян қилди»\+bd* — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһи.\ft*\f* \m \v 9 Бу сәвәптин бизму буниң тоғрисида аңлиған күндин башлап силәр үчүн дуа қилип илтиҗа қилишни тохтатмидуқ; тиләйдиғинимиз шуки, Худаниң ирадиси һәртәрәплик даналиқ вә роһий йорутулуш билән силәрдә толуқ билдүрүлсун. \x + \xo 1:9 \xo*\xt 1Кор. 1:5; Әф. 1:15.\xt*\x* \v 10 Шундақ болғанда силәр Рәбгә лайиқ һалда һәртәрәптә Худани хурсән қилип, һәр қандақ гөзәл ишларда мевә бәргәндә, Худани һәқиқий билишиңлар арқилиқ өсүп йетилисиләр; \x + \xo 1:10 \xo*\xt Яр. 17:1; Юһ. 15:16; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Фил. 1:27; 1Тес. 2:12.\xt*\x* \v 11-12 бизни муқәддәс бәндиләрниң йоруқлуқта болған мирасиға муйәссәр болушқа лайиқ қилған Атиға тәшәккүр ейтип, Униң шан-шәрәплик қудрити бойичә һәртәрәплик күч билән һәр ишларда шатлиққа толуп чидамлиқ вә сәвир-тақәтлик болушқа күчләндүрүлисиләр. \v 13 У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән Оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди; \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди»\+bd* — «қараңғулуқниң һөкүмранлиғи» җин-шәйтанларниң илкини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:13 \xo*\xt Мат. 3:17; 17:5; Әф. 2:4; 1Тес. 2:12; 2Пет. 1:17.\xt*\x* \v 14 Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ. \f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ»\+bd* — «Униңда» мошу йәрдә «Мәсиһдә» дегәнни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:14 \xo*\xt Рос. 20:28; Әф. 1:7; Ибр. 9:14; 1Пет. 1:19.\xt*\x* \v 15 У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур; \f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур»\+bd* — грек тилида мошу йәрдики «тунҗи» адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду. Сөзниң толуқ мәнаси төвәндики 16-17-айәттә көрүлиду; Мәсиһ: (1) пүтүн аләм ичидә биринчи орунда туриду; (2) вә аләмниң һәммисидин бурун болған; (3) аләмгә охшаш «яритилған» әмәс, бәлки әсли Худа Атиси билән биллә мәвҗут болған. Бу 16-20-айәтләрниң мәхсити Мәсиһниң улуқлуғини көрситиш үчүндур.\ft*\f* \x + \xo 1:15 \xo*\xt 2Кор. 4:4; Фил. 2:6; Ибр. 1:3; Вәһ. 3:14.\xt*\x* \v 16 чүнки Униңда барлиқ мәвҗудатлар, асмандики болсун, зиминдики болсун, көрүнидиған болсун, көрүнмәс болсун, мәйли тәхтләр, ғоҗайинлар, һөкүмранлиқлар, һоқуқдарлар болсун, барлиқ һәммә Униң тәрипидин вә Униң үчүн яритилғандур. \x + \xo 1:16 \xo*\xt Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Юһ. 1:3; Әф. 3:9; Ибр. 1:2.\xt*\x* \m \v 17 У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар Униңда бир-биригә бағлинип турмақта; \f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар униңда бир-биригә бағлинип турмақта»\+bd* — «У һәммидин бурундур» дегән сөз вақит тәрипидин һәм улуқлуқ-муһимлиқ тәрипидинму ейтилиду.\ft*\f* \v 18 У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, Униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур. \f □ \fr 1:18 \fr*\ft \+bd «У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур»\+bd* — грек тилида мошу айәттики «тунҗи» 15-айәттики «тунҗи»ға охшаш сөздур; адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:18 \xo*\xt 1Кор. 15:20; Әф. 1:22; 4:15; 5:23; Вәһ. 1:5.\xt*\x* \v 19 Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини Униңда турғузушқа, \f □ \fr 1:19 \fr*\ft \+bd «Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини униңда турғузушқа, ... (20) вә Униң арқилиқ ... Өзи билән әпләштүрүшкә...»\+bd* — сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Чүнки (Худаниң) барлиқ мукәммәл җәвһирини униңда турушқа лайиқ көргән, (20) вә Униң арқилиқ ... Өзи билән әпләштүрүшкә...».\ft*\f* \x + \xo 1:19 \xo*\xt Юһ. 1:14,16; Кол. 2:9.\xt*\x* \v 20 вә Униң арқилиқ барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди, йәни, Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ енақлиқ елип кәлгәндин кейин, — У арқилиқ мәйли зиминда болсун, әршләрдә болсун барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди; \f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ»\+bd* — Грек тилида «Униң крестидики қан арқилиқ».\ft*\f* \x + \xo 1:20 \xo*\xt Йәш. 9:6; Юһ. 16:33; Рос. 10:36; Рим. 5:1; 2Кор. 5:18; Әф. 2:14; 1Юһа. 4:10.\xt*\x* \v 21-22 вә әслидә рәзил әмәллириңлар түпәйлидин Өзигә ят қилинған, көңлүңларда дүшмәнлик болған силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған \f □ \fr 1:21-22 \fr*\ft \+bd «...силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған...»\+bd* — «Униң әтлик тени» Мәсиһниң һәқиқий инсан екәнлигини тәкитләйду.\ft*\f* \x + \xo 1:21-22 \xo*\xt Луқа 1:75; Әф. 1:4; 5:27; 2Тим. 1:9; Тит. 2:12.\xt*\x* \v 23 (әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар); бу хуш хәвәр пүткүл асман астидики каинатта җакаланған; мәнки Павлус Униңға хизмәтчи қилиндим.\f □ \fr 1:23 \fr*\ft \+bd «әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар»\+bd* — мошу сөзләр адәмләрни ниҗатқа ериштүрүшниң шәртини әмәс, бәлки адәмләрдә ниҗатниң мәвҗут болғанлиғиниң аддий испатини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:23 \xo*\xt Юһ. 15:6.\xt*\x* \m \v 24 Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән; \f □ \fr 1:24 \fr*\ft \+bd «Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән»\+bd* — биз бу сирлиқ баян үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 1:24 \xo*\xt Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; 2Кор. 7:4; Әф. 3:13; 4:12; 5:23; Фил. 2:17; 2Тим. 2:10.\xt*\x* \v 25 мән \add җамаәт\add* үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн Униң маңа силәрни дәп тапшурған ғоҗидарлиғи бойичә хизмәтчи қилиндим; \f □ \fr 1:25 \fr*\ft \+bd «мән җамаәт үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн»\+bd* — яки «мән сөз-каламини толуқ җакалаш үчүн» яки «мән сөз-каламини һәммигә җакалаш үчүн». Бизниңчә Павлусниң көздә тутқини өзиниң (вә башқиларниң) «Инҗилдики сир»ни җакалиши билән җамаәтниң сани толуқ болуп, җамаәт Худаниң толуқ вәһийисигә муйәссәр болиду вә бу хуш хәвәрниң мәхсити әмәлгә ашурулиду.\ft*\f* \x + \xo 1:25 \xo*\xt Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; 2Тим. 1:10; Тит. 1:3; 1Пет. 1:20.\xt*\x* \v 26 бу сөз-каламидики сир барлиқ әсирләрдин вә дәвирләрдин йошурун тутулған, амма һазир муқәддәс бәндилиригә ашкариланди; \x + \xo 1:26 \xo*\xt Мат. 13:11.\xt*\x* \v 27 чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди; бу сир болса шан-шәрәпкә елип барғучи үмүт болған, силәрдә туруватқан Мәсиһниң Өзидур. \f □ \fr 1:27 \fr*\ft \+bd «чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди»\+bd* — «әлләр» болса «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:27 \xo*\xt 2Кор. 2:14; 1Тим. 1:1.\xt*\x* \v 28 Биз уни җакалаймиз, һәр бир адәмни Мәсиһдә камаләткә йәткән һалда Худа алдида һазир қилиш үчүн барлиқ даналиқ билән һәр бир адәмгә җекиләймиз, һәр бир адәмгә тәлим беримиз. \v 29 Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур.\f □ \fr 1:29 \fr*\ft \+bd «Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур»\+bd* — «күрәш» дегәнлик грек тилида «агон» дейилиду. «Агон» тоғрилиқ «Филиппийлиқларға»дики қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \b \b \m \c 2 \m \v 1 Чүнки мәндә силәр үчүн, Лаодикийәдикиләр үчүн, шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн нәқәдәр зор күрәшниң болуватқанлиғини силәргә билгүзмәкчимән;\f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн...»\+bd* — грек тилида: «шуниңдәк әтниң җәһәтидә йүзумни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн...». Шүбһисизки, расул җамаәттә роһ җәһәтидин бир-биримизни тонушимиз мүмкин, демәкчи.\ft*\f* \v 2 күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур;\f □ \fr 2:2 \fr*\ft \+bd «күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур»\+bd* — демисәкму, бу «күришим» роһий җәһәттин, дуа-тилавәтләр билән һәр түрлүк җин-шәйтанлар билән қаришилиштики күрәш, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 2:2 \xo*\xt Йәш. 53:11; Йәр. 9:22; Юһ. 17:3; Фил. 3:8.\xt*\x* \v 3 чүнки Униңда даналиқниң вә билимниң барлиқ байлиқлири йошурунғандур.\x + \xo 2:3 \xo*\xt 1Кор. 1:24.\xt*\x* \m \v 4 Мениң буни дейишим, һеч кимниң силәрни қайил қиларлиқ силиқ-сипайә гәплири билән алдимаслиғи үчүндур;\x + \xo 2:4 \xo*\xt Әф. 5:6; Кол. 2:18.\xt*\x* \v 5 чүнки гәрчә тән җәһәтидин силәрдин нери болсамму, роһ җәһәтидин мән силәр билән биллимән, силәрниң сәптә туруватқиниңларға вә Мәсиһгә бағлиған етиқатиңларниң чиңлиғиға қарап шатлинимән.\x + \xo 2:5 \xo*\xt 1Кор. 5:3; 14:40.\xt*\x* \v 6 Мәсиһ, Рәб Әйсани қандақ қобул қилған болсаңлар, шу һалда Униңда меңиңлар, \v 7 силәр тәлим берилгәндәк Униңда йилтиз тартип, етиқатиңлар қурулуватқан һалда, етиқатта хатирҗәм қилинип, рәхмәт ейтишлар билән ташқинлап турғучи болуңлар;\x + \xo 2:7 \xo*\xt 1Кор. 1:5; Әф. 3:17.\xt*\x* \v 8 һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар;\f □ \fr 2:8 \fr*\ft \+bd «һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар»\+bd* — «асасий қаидә-қанунийәтләр» дегән муһим ибарә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:8 \xo*\xt Рим. 16:17; Ибр. 13:9.\xt*\x* \v 9 чүнки Униңда, йәни Мәсиһдә, Худаниң барлиқ мукәммәл җәвһири тән шәклидә туриду; \v 10 вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр; \f □ \fr 2:10 \fr*\ft \+bd «вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр»\+bd* — «силәр Униңда ... мукәммәлдурсиләр» дегән муһим ибарә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң. \ft*\fp «барлиқ һөкүмдарлар... һәм һоқуқдарлар...» — һәм асмандики һәм зиминдики барлиқ һоқуққа егә болғанлар.\fp*\f* \x + \xo 2:10 \xo*\xt Юһ. 1:16.\xt*\x* \v 11 силәр Униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән \add гуналиқ\add* әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр; \f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «силәр униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән гуналиқ әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр»\+bd* — бу айәттики сүннәт адәмниң тенидә әмәс, бәлки роһ-қәлбидидур, әлвәттә. Демисәкму, «әтлик тән» дегән ибаридә «әт» дегән сөз Инҗилдики алаһидә мәнидә ишлитилиду, йәни инсаний гунаға әсир болған тәбиәтни көрситиду. \ft*\fp «Римлиқларға»дики «әт» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. \fp*\fp «Мәсиһниң сүннити» «Мәсиһниң Өзи қилидиған сүннәт», яки «Мәсиһниң өлүми»ни көрситиду. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөзимиз»ни көрүң.\fp*\f* \x + \xo 2:11 \xo*\xt Қан. 10:16; Йәр. 4:4; Рим. 2:29; Фил. 3:3.\xt*\x* \v 12 Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән Униң билән тәң тирилгәнсиләр.\f □ \fr 2:12 \fr*\ft \+bd «Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән униң билән тәң тирилгәнсиләр»\+bd* — бу айәттики «чөмүлдүрүлүш» алди билән суға чөмүлдүрүлүшни көрсәткини билән, у йәнә бәрибир «роһқа чөмүлдүрүлүш»ниму көрситиду. Йәнә жуқуриқи «суннәт» тоғрилиқ «қошумчә сөзимиз»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:12 \xo*\xt Рим. 6:4; Гал. 3:27; Әф. 1:19; 3:7.\xt*\x* \m \v 13 Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму, У силәрни Мәсиһ билән биллә җанландурди; һәммә итаәтсизликлиримизни кәчүрүм қилип, \f □ \fr 2:13 \fr*\ft \+bd «Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму,...»\+bd* — «әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар» уларниң әслидә (һәммимиз Мәсиһсиз болған вақтимиздикидәк) өз «гуналиқ әт»имизгә әсир-қул болғанлиғимизни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 2:13 \xo*\xt Әф. 2:1.\xt*\x* \v 14 бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; У уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди. \f □ \fr 2:14 \fr*\ft \+bd «бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; у уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди»\+bd* — бу интайин муһим айәт тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөзимиз»ни көрүң. Грек тилида «Униң крестигә миқлатқузди».\ft*\f* \v 15 У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, \add кресттә\add* уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди. \f □ \fr 2:15 \fr*\ft \+bd «У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, кресттә уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди»\+bd* — бу айәттики «һөкүмдарлар вә һоқуқдарлар» болса җин-шәйтанлар; Мәсиһ улардин алған олҗа болса Өзигә етиқат бағлиған, әслидә җин-шәйтанларниң илкидә турған бизләрни көрситиду, әлвәттә! Башқа бир хил тәрҗимиси «...һөкүмдарларни... қуралсиз қилип...».\ft*\f* \x + \xo 2:15 \xo*\xt Яр. 3:15; Мат. 12:29; Луқа 11:22; Юһ. 12:31; 16:11.\xt*\x* \m \v 16 Әнди һеч кимниң йемәк-ичмәк, һейт-байрамлар, «йеңи ай» яки шабат күнләр җәһәтлиридә силәрниң үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар; \x + \xo 2:16 \xo*\xt Лав. 11:2; 23:2; Рим. 14:2; Гал. 4:10.\xt*\x* \v 17 бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!\f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!»\+bd* — «җисми» — демәк, «көләңгүни йәргә ташлиған җисим». Бу муһим айәт тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt Ибр. 8:5; 10:1.\xt*\x* \m \v 18 Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар; мошундақ кишиләр \add гуналиқ\add* әтлиридики ой-пикирлири билән һакавурлишип, көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур; \f □ \fr 2:18 \fr*\ft \+bd «Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «һеч кимниң.... үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар...». «Дәвәт қилип» дегән ибарә «бу ишлардин сөйүнүп» дегән мәнасиниму өз ичигә алиду. \+bd «мошундақ кишиләр гуналиқ әтлиридики ой-пикирлири билән...»\+bd* — демәк, ой-пикирлири Муқәддәс Роһтин әмәс, бәлки өз гуналиқ әтлири тәрипидин башқурулидиғандур. \+bd «көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур»\+bd* — бәзи кона тексттики көчүрмиләрдә «көрмигән көрүнүшләргә есиливалмақтидур» дейилиду. Бизниңчә «көргән» дәп оқуш тоғридур; бу кишиләр көргән «көрүнүшләр» өзиниң хам хияллиридин чиққан, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 2:18 \xo*\xt Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1.\xt*\x* \v 19 Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур; лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта.\f □ \fr 2:19 \fr*\ft \+bd «Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур. Лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта»\+bd* — «баш» болса Мәсиһдур. Мәсиһниң Өз тени болған җамаәтниң бешидур. «Тән» — җамаәт.\ft*\f* \m \v 20-21 Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар, немишкә (бу дунияда яшиғанлардәк) «Тутма!» «Тетима!» «Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләргә риайә қилисиләр \f □ \fr 2:20-21 \fr*\ft \+bd «Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар...»\+bd* — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 2:20-21 \xo*\xt Гал. 4:9.\xt*\x* \v 22 (бундақ \add бәлгилимиләр илкидики\add* нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду)? Мошундақ бәлгүлимиләр пәқәт инсанлардин чиққан көрсәтмиләр вә тәлимләрдин ибарәт, халас; \f □ \fr 2:22 \fr*\ft \+bd «бундақ бәлгүлимиләр илкидики нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду»\+bd* — демәк «Тутма! Тетима! Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләрниң һәммиси Худа алдида әң муһим иш болған инсанниң ички дунияси билән әмәс, бәлки йемәк-ичмәк қатарлиқлар билән мунасивәтликтур.\ft*\f* \x + \xo 2:22 \xo*\xt Йәш. 29:13; Мат. 15:9; Тит. 1:14.\xt*\x* \v 23 уларда дәрвәқә бир хил пидаийларчә ибадәт, кичик пеиллиқ вә өз тенигә қарита қаттиқ қоллуқ болушни дәвәт қилиш болғачқа, уларда даналиқниң көрүнүши бар; әмәлийәттә \add бундақ даналиқниң\add* пайдиси йоқтур — улар пәқәт әттики һәвәсләргә йол қойидула, халас.\x + \xo 2:23 \xo*\xt 1Тим. 4:8; 5:23.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \s1 «Жуқиридики ишларға интилип издиниңлар» \m \v 1 Силәр Мәсиһ билән тәң тирилдүрүлгән болсаңлар, әнди жуқуридики ишларға интилип издиниңлар; Мәсиһ шу йәрдә Худаниң оң йенида олтириду.\x + \xo 3:1 \xo*\xt Әф. 1:20.\xt*\x* \v 2 Көңүл-зеһниңларни йәрдики ишларға әмәс, бәлки жуқуриқи ишларға қоюңлар; \v 3 чүнки силәр өлгәнсиләр, вә һаятиңлар Мәсиһ билән биллә Худада йошурун туриду.\x + \xo 3:3 \xo*\xt Рим. 6:2; 8:24; 2Кор. 5:7.\xt*\x* \v 4 Амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр.\f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр»\+bd* — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 3:4 \xo*\xt Фил. 3:21; 1Юһа. 3:2.\xt*\x* \m \v 5 Шуңа йәргә тәвә ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңларни, йәни бузуқлуқ, напаклик, иплас һессиятлар, рәзил хаһишлар вә нәпсанийәтчилик (у бутпәрәсликкә баравәрдур)ни өлүмгә мәһкүм қилиңлар;\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «йәргә тәвә болған ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңлар...»\+bd* — әсли грек тилида «йәргә тәвә болған әзалириңлар...». «йәргә тәвә» дегәнниң мәнаси «бу рәзил дунияға тәвә» дегәнликтур.\ft*\f* \x + \xo 3:5 \xo*\xt Рим. 7:5, 23; Әф. 4:22; 5:3, 5; 1Тес. 4:5.\xt*\x* \v 6 чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду.\f □ \fr 3:6 \fr*\ft \+bd «чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду»\+bd* — «итаәтсиз пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини, итаәтсиз Адәм атиниң пәрзәнтлири екәнлигини көрситиду. Лекин «итаәтсиз пәрзәнтләр» болса Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлиригә айлиниду (5, 7-айәтни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 3:6 \xo*\xt 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15.\xt*\x* \v 7 Силәр булар арисида яшиған вақтиңларда, бундақ ишлардиму маңғансиләр.\x + \xo 3:7 \xo*\xt 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Тит. 3:3.\xt*\x* \m \v 8 Амма һазир силәр мошуларниңму һәммисини өзүңлардин селиветиңлар — йәни ғәзәп, қәһр-сәпра, яман нийәтләр, төһмәт, ағзиңлардин чиқидиған иплас сөзләрниму силиветиңлар.\x + \xo 3:8 \xo*\xt Әф. 4:22; Ибр. 12:1; Яқ. 1:21; 1Пет. 2:1.\xt*\x* \v 9 Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар; чүнки силәр кона адәмни қилмишлири билән селивәткәнсиләр, \x + \xo 3:9 \xo*\xt Әф. 4:25.\xt*\x* \v 10 вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта; \f □ \fr 3:10 \fr*\ft \+bd «вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта»\+bd* — «кона адәм» (9-айәт) Адәм атидин мирас қилинған гунакар һаятни көрситиду; «йеңи адәм» болса Мәсиһдә болған йеңи һаятни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 3:10 \xo*\xt Яр. 1:26; 5:1; 9:6; Рим. 6:4; 1Кор. 11:7.\xt*\x* \v 11 униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур.\f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, ... мәвҗут әмәстур»\+bd* — «ят мәдәнийәтлик» — грек тилида «сақаллиқ» дейилиду; чүнки греклар адәттә сақал қоймайтти. Бу сөз адәттә грек яки латин тилини сөзләлмәйдиғанларни көрситәтти; адәттә греклар вә латинлар ундақ кишиләрни кәмситип «сақаллиқ» дегән сөзни «явайи адәмләр» дегән сәлбий мәнидә ишлитәтти. \+bd «... ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур»\+bd* — «Скитлар» адәттә Оттура Асиядики көчмән хәлиқниң умумий нами еди.\ft*\f* \x + \xo 3:11 \xo*\xt 1Кор. 7:21,22; 12:13; Гал. 3:28; 5:6; 6:15.\xt*\x* \m \v 12 Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ, адәмгә ич ағритидиған бағирларни, меһриванлиқ, кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар; \f □ \fr 3:12 \fr*\ft \+bd «Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ ... кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар»\+bd* — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң «ювашлиқ иман-ишәш билән» дегәндәк алаһидә мәнаси бардур. Мөмин адәм өзиниң һоқуқлири яки имтиязлирини бекитиш үчүн күрәш қилмайду; чүнки у Худа алдида иман билән тоғра маңған болса, Худа мошу ишларни өзигә капаләт қилған дәп хатирҗәмликтә туриду. Бу сөз тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:12 \xo*\xt Әф. 4:32; 6:11; 1Тес. 1:4.\xt*\x* \v 13 бир-бириңларға йол қоюңлар, наразилиқ иш болса бир-бириңларни кәчүрүм қилиңлар; Мәсиһ силәрни қандақ кәчүрүм қилған болса силәрму шундақ қилиңлар. \x + \xo 3:13 \xo*\xt Мат. 6:14; Мар. 11:25; Әф. 4:32.\xt*\x* \v 14 Мошу ишларниң үстигә камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар. \f □ \fr 3:14 \fr*\ft \+bd «... камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар»\+bd* — яки «... камил риштә болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар».\ft*\f* \x + \xo 3:14 \xo*\xt Юһ. 13:34; 15:12; Әф. 4:3; 5:2; Кол. 2:2; 1Тес. 4:9; 1Юһа. 3:23; 4:21.\xt*\x* \v 15 Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун (силәр бир тән болуп бу хатирҗәмликтә болушқа чақирилған екәнсиләр) вә шундақла рәхмәт ейтишларда болуңлар.\f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун»\+bd* — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \m \v 16 Мәсиһниң сөз-каламини өзүңларда байлиқ һасил қилип турғузуңлар, барлиқ даналиқ билән бир-бириңларға үгитиңлар, җекиләңлар, чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар; \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «... чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар»\+bd* — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиду («1Кор.» 14:15ниму көрүң).\ft*\f* \v 17 вә һәммә ишларда, сөз болсун, әмәл болсун, һәммисини Рәб Әйсаниң намида қилип, униң арқилиқ ХудаАтиға рәхмәт ейтиңлар.\x + \xo 3:17 \xo*\xt Әф. 5:20; 1Тес. 5:18.\xt*\x* \b \m \s1 Аилидикиләргә болған җекиләшләр \m \v 18 Силәр аяллар, Рәбдә болған сүпитиңларға лайиқ өз әрлириңларға бойсунуңлар; \x + \xo 3:18 \xo*\xt Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1.\xt*\x* \v 19 силәр әрләр, өз аяллириңларға муһәббәт көрситиңлар; уларға аччиқ қилмаңлар.\x + \xo 3:19 \xo*\xt Әф. 5:25.\xt*\x* \m \v 20 Силәр балилар, ата-анаңларға һәммә ишларда итаәт қилиңлар; чүнки бундақ қилиш Рәбдә болған гөзәл иштур.\x + \xo 3:20 \xo*\xt Әф. 6:1.\xt*\x* \m \v 21 Силәр атилар, балилириңларниң көңлигә азар бәрмәңлар; ундақ қилсаңлар көңли яра болиду. \m \v 22 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар; пәқәт көз алидидила хизмәт қилип, инсанларни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Рәбдин әйминип чин көңлүңлардин иш көрүңлар.\f □ \fr 3:22 \fr*\ft \+bd «силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар»\+bd* — «әттин болған ғоҗайиниңлар» дегини, йәнә «силәрниң әрштә болған ғоҗайиниңларму бар» дәп пуритиду.\ft*\f* \x + \xo 3:22 \xo*\xt Әф. 6:5; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.\xt*\x* \m \v 23 Немә ишни қиливатқан болсаңлар, униңда инсанлар алдида әмәс, бәлки Рәб алдида қилғандәк җан-дил билән униңға ишләңлар; \v 24 чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр. \v 25 Амма ким һәққанийсизлиқ қилса қилған һәққанийсизлиғи өз бешиға чүшиду; бу ишта һеч қандақ йүз-хатирә қилиниш йоқтур. \b \b \m \c 4 \m \v 1 Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.\x + \xo 4:1 \xo*\xt Әф. 6:9.\xt*\x* \m \v 2 Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар;\x + \xo 4:2 \xo*\xt Луқа 18:1; Рим. 12:12; Әф. 6:18; 1Тес. 5:17.\xt*\x* \v 3 шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән;\x + \xo 4:3 \xo*\xt Әф. 6:19; 2Тес. 3:1.\xt*\x* \v 4 шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға \add дуа қилиңлар\add*. \m \v 5 Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.\f □ \fr 4:5 \fr*\ft \+bd «Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар»\+bd* — «сирттикиләр» — Худаниң падишалиғиниң сиртида турғанлар, техи етиқат қилмиғанларни көрситиду, әлвәттә. \+bd «пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар»\+bd* — «пурсәтләр» болса «сирттикиләр»гә яхшилиқ көрситиш, Худаниң сөзини ейтиш, Мәсиһгә гувалиқ бериш қатарлиқ пурсәтләр.\ft*\f* \x + \xo 4:5 \xo*\xt Әф. 5:15, 16.\xt*\x* \v 6 Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.\f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр»\+bd* — «туз билән тетитилсун» дегән җекиләш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 4:6 \xo*\xt Мар. 9:50.\xt*\x* \b \m \v 7 Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.\f □ \fr 4:7 \fr*\ft \+bd «сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус»\+bd* — «ишдаш» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдаш» дегән уқумни билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 4:7 \xo*\xt Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12.\xt*\x* \v 8 Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур. \v 9 Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.\x + \xo 4:9 \xo*\xt Флм. 10.\xt*\x* \m \v 10 Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар); \x + \xo 4:10 \xo*\xt Рос. 15:37; 27:2; 2Тим. 4:11.\xt*\x* \v 11 Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.\f □ \fr 4:11 \fr*\ft \+bd «Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған»\+bd* — «сүннәт қилинғанлар» — Йәһудийлар. Демас вә Луқа (14-айәттә) «ят әлләр»дин еди.\ft*\f* \m \v 12 Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду. \x + \xo 4:12 \xo*\xt Кол. 1:7; Флм. 23.\xt*\x* \v 13 Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.\f □ \fr 4:13 \fr*\ft \+bd «...у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду»\+bd* — бу «җапа тартиш» болса дуалирида. Тексттики башқа бир кона көчүрмидә: «.. униң силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп қизғинлиғи бардур» дейилиду.\ft*\f* \m \v 14 Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.\x + \xo 4:14 \xo*\xt 2Тим. 4:10,11\xt*\x* \m \v 15 Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.\f □ \fr 4:15 \fr*\ft \+bd «Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар»\+bd* — Нимфа бир аялниң исми еди. Тексттики бәзи кона көчүрмиләрдә: «Нимфас» (әрниң исми) дейилиду.\ft*\f* \m \v 16 Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар; \f □ \fr 4:16 \fr*\ft \+bd «Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар»\+bd* — мүмкинчилиги барки, «Лаодикийәдикиләргә язған хәт» әсли Павлусниң «Әфәсуслуқларға» язған хетидур. «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 17 вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар. \m \v 18 Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!\f □ \fr 4:18 \fr*\ft \+bd «Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам»\+bd* — демәк, хәтниң башқа йәрлири катиплиқ қилған қериндишиниң қолида йезилған. Павлусниң көзлири аҗиз болуши мүмкин («2Кор.» 12:6-10, «Гал.» 4:15). \+bd «Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар»\+bd* — демәк, дуа-тилавәтлириңларда әсләңлар.\ft*\f* \x + \xo 4:18 \xo*\xt 2Тес. 3:17; Ибр. 13:3.\xt*\x*