\id ACT \ide UTF-8 \h Росулларниң паалийәтлири \toc1 Росулларниң паалийәтлири \toc2 Росулларниң паалийәтлири \toc3 Рос. \mt1 Росулларниң паалийәтлири \c 1 \s1 Муқәддимә \m \v 1-2 И \add һөрмәтлик\add* Теофилос, мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди.\f □ \fr 1:1-2 \fr*\ft \+bd «....мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди»\+bd* — демәк, «Луқа» дегән китапта ««униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси» хатирлиниду; «Расулларниң паалийәтлири»дә болса Әйсаниң «барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлири»ниң давами хатирлиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:1-2 \xo*\xt Луқа 1:1-3; Мар. 16:19; Луқа 9:51; Юһ. 20:21; Әф. 2:17; 1Тим. 3:16.\xt*\x* \m \v 3 У азап-оқубәтләрни тартқандин кейин, уларға көп испатлар билән өзиниң тирик екәнлигини көрсәткән; у уларға қириқ күн ичидә көрүнгән болуп, Худаниң падишалиғиға аит ишлар тоғрилиқ сөзләп бәргән;\x + \xo 1:3 \xo*\xt Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; 1Кор. 15:5.\xt*\x* \v 4 вә улар билән җәм қилинғанда мундақ әмир қилди: — «Йерусалимдин айрилмай, силәр мәндин аңлиған, Атиниң вәдисини күтүңлар.\f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «Атиниң вәдиси»\+bd* — Муқәддәс Роһ, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 1:4 \xo*\xt Луқа 24:48, 49; Юһ. 14:26; 15:26; 16:7.\xt*\x* \v 5 Чүнки Йәһя суда чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар көп күнләр өтмәй Муқәддәс Роһта чөмүлдүрүлисиләр».\x + \xo 1:5 \xo*\xt Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 2:4; 11:15, 16; 19:4.\xt*\x* \b \m \s1 Әйсаниң асманға көтирилиши \m \v 6 Расуллар \add униң билән\add* җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән?»\+bd* — яки «мошу вақитта падишалиқни Исраилға қайтурамсән?».\ft*\f* \x + \xo 1:6 \xo*\xt Мат. 24:3.\xt*\x* \m \v 7 У уларға мундақ деди: \m — Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.\f □ \fr 1:7 \fr*\ft \+bd «Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ»\+bd* — «ата» мошу йәрдә Худани көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 1:7 \xo*\xt Мат. 24:36.\xt*\x* \v 8 Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.\x + \xo 1:8 \xo*\xt Йәш. 2:3; Луқа 24:48; Юһ. 15:27; Рос. 2:4,32; Әз.11:23; Зәк.4:14\xt*\x* \m \v 9 У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди. \x + \xo 1:9 \xo*\xt Мар. 16:19; Луқа 24:51.\xt*\x* \v 10 У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:\f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп...»\+bd* — бу «адәмләр» пәриштиләр болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 1:10 \xo*\xt Мат. 28:3.\xt*\x* \m \v 11 — Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.\f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду»\+bd* — «Дан.» 7:13-14, «Зәк.» 14:1-3ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:11 \xo*\xt Дан. 7:13; Зәк. 14:4; Мат. 24:30; Мар. 13:26; Луқа 21:27; 1Тес. 1:10; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.\xt*\x* \b \m \s1 Йәһуданиң орниға Маттиясниң таллиниши \m \v 12 Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди. \f □ \fr 1:12 \fr*\ft \+bd «униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғи...»\+bd* — грек тилида «униңдин шабат күнлүк бир сәпәр жирақлиқтики Зәйтун теғи...)».\ft*\f* \v 13 Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики бир өйгә чиқти. Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә \add йәнә бир\add* Яқупниң оғли Йәһуда бар еди. \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди»\+bd* — грек тилида «Шу йәрдә Петрус билән Юһанна вә Яқуп билән Андирияс, Филип вә Томас, Бартоломай вә Матта, Алфайниң оғли Яқуп вә «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди».\ft*\f* \v 14 Булар бир җан бир дил болуп үзүлдүрмәй берилип дуа-тилавәт қилишти; бу ишта бир йәргә җәм болғанлардин бир қанчә аял, җүмлидин Әйсаниң аниси Мәрйәм һәмдә Әйсаниң инилириму бар еди.\x + \xo 1:14 \xo*\xt Мат. 13:55.\xt*\x* \m \v 15 Шу күнләрниң биридә, Петрус қериндашлар оттурисида өрә туруп (җәм болушқанлар бир йүз жигирмигә йеқин еди) мундақ деди: \m \v 16 — Қериндашлар, Әйсани тутқанларға йол башлиғучи болған Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан муқәддәс язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши муқәррәр еди. \f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан...»\+bd* — грек тилида «Давутниң ағзи арқилиқ алдин-ала ейтқан...».\ft*\f* \x + \xo 1:16 \xo*\xt Зәб. 40:10; Мат. 26:23, 47; Мар. 14:43; Юһ. 13:18; 18:3.\xt*\x* \v 17 Чүнки \add Йәһуда\add*му аримиздин бири һесапланған вә \add Худаниң\add* бу хизмитидин несивиси бар еди \x + \xo 1:17 \xo*\xt Мат. 10:4; Мар. 3:19; Луқа 6:16.\xt*\x* \v 18 (у қилған қәбиһликниң инъамидин еришкән пулға бир парчә йәр сетивалған еди, у шу йәрдә бешичилап жиқилип, үчәй-қерини чувулуп кәтти; \x + \xo 1:18 \xo*\xt 2Сам. 17:23; Мат. 27:5.\xt*\x* \v 19 бу иш пүткүл Йерусалимдикиләргә мәлум болуп, улар у йәрни өз тили билән «Һақәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» дегәнликтур) \x + \xo 1:19 \xo*\xt Мат. 27:8.\xt*\x* \v 20 Чүнки Зәбурда \add Йәһудаға\add* \add қаритилған\add* муну сөзләр пүтүлгән: — \m «Униң туралғуси чөлгә айлансун, \m Униңда һеч турғучи болмисун!» \m Вә: — \m «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!»\f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «Униң туралғуси чөлгә айлансун, униңда һеч турғучи болмисун!»\+bd* — «Зәб.» 68:26. \+bd «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!»\+bd* — «Зәб.» 107:8.\ft*\f* \x + \xo 1:20 \xo*\xt Зәб. 68:26; 108:8\xt*\x* \m \v 21-22 Шуниң үчүн, Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши Әйса аримизда жүргән күнләрдә, Йәһя \add пәйғәмбәр\add*дин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин-ахир биллә болған кишиләрдин болуши керәк, — деди.\f □ \fr 1:21-22 \fr*\ft \+bd «Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк»\+bd* — демәк, Йәһуданиң орниға «гувақлақ бериш» үчүн.\ft*\f* \x + \xo 1:21-22 \xo*\xt Рос. 6:3.\xt*\x* \m \v 23 Шуниң билән улар Йүсүп (йәнә Барсабас дәпму аталған, йәнә бир исми Юстус) билән Маттияс дегән икки кишини бекитип, мундақ дуа қилишти:\x + \xo 1:23 \xo*\xt Рос. 6:6.\xt*\x* \m \v 24-25 — Сән, и һәммә адәмниң қәлбини билгүчи Пәрвәрдигар! Йәһуда тейилип бу хизмәт вә расуллуқтин мәһрум болуп өзигә хас болған йәргә кәтти. Әнди у ташлап қойған хизмәт вә расуллуқниң несивисигә егә болушқа бу иккиләндин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткәйсән!\x + \xo 1:24-25 \xo*\xt 1Сам. 16:17; 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Рос. 15:8; Вәһ. 2:23.\xt*\x* \m \v 26 Андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди.\f □ \fr 1:26 \fr*\ft \+bd «андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди»\+bd* — «он иккинчи расул» дегән тема тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \b \b \m \c 2 \s1 Муқәддәс Роһниң етиқатчиларға келиши \m \v 1 Әнди «орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда, буларниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.\f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd ««орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда,..»\+bd* — яки «орма һейт күни әмәлгә ашурулғанда,...». Бу тәрҗимә тоғра болса «орма һейт күни»ниң өзи бир хил бешарәт яки «бешарәтлик рәсим» болиду. «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имиздики «һейтлар» тоғрилиқ мәзмунни көрүң. \ft*\fp «Орма һейт» — «өтүп кетиш һейти»дин кейинки әллигинчи күни келидиған һейт, шуңлашқа бәзи вақитларда грек тилида «Әллигинчи күндики һейт» («пентекост») дәп атилиду (бәлким Майниң беши әтрапида).\fp*\f* \x + \xo 2:1 \xo*\xt Лав. 23:15; Қан. 16:9; Рос. 1:14.\xt*\x* \v 2 Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди. \v 3 От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди. \v 4 Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.\x + \xo 2:4 \xo*\xt Мат. 3:11; Мар. 1:8; 16:17; Луқа 3:16; Юһ. 14:26; 15:26; 16:13; Рос. 10:46; 11:15; 19:6.\xt*\x* \m \v 5 У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.\f □ \fr 2:5 \fr*\ft \+bd «У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди»\+bd* — мошу әрләр бәлким һейтни тәбрикләшкә кәлгән еди.\ft*\f* \v 6 Әнди \add етиқатчиларниң\add* бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә \add етиқатчиларниң\add* өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.\f □ \fr 2:6 \fr*\ft \+bd «Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти...»\+bd* — «аваз» дегән сөз тоғрилиқ үч чүшәнчә бар: (1) 2-айәттә тилға елинған «асмандин (чүшкән)... аваз»; (2) тәрҗимимиздәк, барлиқ етиқатчилар намәлум тил билән Худани мәдһийәлигән чоң авази; (3) грек тилида бәзи вақитта «аваз» дегән сөз «хәвәр»ни билдүргәчкә, мошу йәрдики «аваз» «нурғун адәмләрниң туюқсиз көп тилларда сөзлисишиватқанлиғи тоғрисидики хәвәр»ни билдүрүшиму мүмкин.\ft*\f* \v 7 Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип: \m — Қараңлар, сөзлишиватқанларниң һәммиси Галилийәликләрғу? \v 8 Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз? \v 9 Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия, \v 10-11 Фригийә һәм Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Куринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, шуниңдәк мошу йәрдә мусапир болуп туруватқан Рим шәһиридин кәлгәнләр — Йәһудийлар болсун, Тәврат етиқатиға киргәнләр болсун, Кретлар вә Әрәбләр болсун, һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ әмәллирини бизниң ана тиллиримизда сөзләватқанлиғини аңлаватимиз! — дейишти. \m \v 12 Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә: \m — Бу зади қандақ ишту? — дейишти. \m \v 13 Амма бәзиләр: \m — Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти. \b \m \s1 Петрусниң чүшәндүрүши, Әйса Мәсиһни җар қилиши \m \v 14 Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди: \m — Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар! \v 15 Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди. \f □ \fr 2:15 \fr*\ft \+bd «һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди»\+bd* — Йәһудийларниң вақит өлчими бойичә «күнниң үчинчи саити».\ft*\f* \v 16 Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур: \m \v 17 — «Худа мундақ деди: \m «Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; \m Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду, \m Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду; \m Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;\f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «Мән ахирқи күнләрдә өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән»\+bd* — «ахирқи күнләр» яки «ахир заман» адәттә Инҗил дәвриниң өзини көрситиду; демәк, Мәсиһниң биринчи қетим дунияға келишидин тартип иккинчи қетим келишигичә болған вақитни көрситиду. «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 2:17 \xo*\xt Йәш. 44:3; Әз. 11:19; 36:27; Йо. 2:27-29; Зәк. 12:10; Луқа 2:36; Юһ. 7:3; Рос. 10:45; 21:9.\xt*\x* \m \v 18 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.\f □ \fr 2:18 \fr*\ft \+bd «шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән...»\+bd* — «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \m \v 19 Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни, \m Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән. \m \v 20 Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә, \m Қуяш қараңғулуққа, \m Ай қанға айландурулиду.\x + \xo 2:20 \xo*\xt Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Вәһ. 6:12-13\xt*\x* \m \v 21 Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, \m Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».\f □ \fr 2:21 \fr*\ft \+bd «...һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду»\+bd* — (17-21-айәт) «Йо.» 2:28-32ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:21 \xo*\xt Йо. 2:30-32; Рим. 10:13.\xt*\x* \b \m \v 22 Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум — \v 23 у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар. \f □ \fr 2:23 \fr*\ft \+bd «Тәврат қанунисиз жүргән адәмләр»...\+bd* — мошу йәрдә ят әлликләр, болупму римлиқларни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 2:23 \xo*\xt Рос. 4:28; 5:30.\xt*\x* \v 24 Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс. \x + \xo 2:24 \xo*\xt Рос. 10:40.\xt*\x* \v 25 Давут \add Зәбурда\add* у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан: \m «Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән; \m У оң йенимда болғачқа, \m Мән һәргиз тәврәнмәймән.\x + \xo 2:25 \xo*\xt Зәб. 15:8-11.\xt*\x* \m \v 26 Шуңа мениң қәлбим хошалланди, \m Мениң тилим шатлинип яйриди; \m Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду; \m \v 27 Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, \m Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән. \m \v 28 Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; \m Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».\f □ \fr 2:28 \fr*\ft \+bd «...Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».»\+bd* — (25-28-айәт) «Зәб.» 15:8-11ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:28 \xo*\xt Зәб. 15:8-11.\xt*\x* \b \m \v 29 Қериндашлар, мән атимиз \add падиша\add* Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар. \x + \xo 2:29 \xo*\xt 1Пад. 2:10; Рос. 13:36.\xt*\x* \v 30 Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти. \f □ \fr 2:30 \fr*\ft \+bd «өз пуштидин бирәйлән...»\+bd* — грек тилида «униң чатириқидин чиққандин бирәйлән...».\ft*\f* \x + \xo 2:30 \xo*\xt 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Луқа 1:32; Рос. 13:23; Рим. 1:3; 2Тим. 2:8.\xt*\x* \v 31 У Мәсиһниң \add өлгәндин кейин\add* тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған. \x + \xo 2:31 \xo*\xt Зәб. 15:10; Рос. 13:35.\xt*\x* \v 32 Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз. \x + \xo 2:32 \xo*\xt Юһ. 15:27; Рос. 1:8.\xt*\x* \v 33 У Худаниң оң йенида шан-шәрәп ичидә олтарғузулуп, шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип, һазир көрүватқан һәм аңлаватқанлириңларни төкүп \add бизләргә\add* чүшүрди. \f □ \fr 2:33 \fr*\ft \+bd «шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип,...»\+bd* — яки «шундақла Атидин Муқәддәс Роһ ата қилиш вәдисини тапшурувелип,...».\ft*\f* \x + \xo 2:33 \xo*\xt Рос. 1:4; 5:31; 10:45; Фил. 2:9.\xt*\x* \v 34-35 Чүнки Давут өзи әршкә чиққан әмәс; лекин у муну сәзләрни \add Зәбурда\add* ейтқан: — \m «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — \m «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, \m Мениң оң йенимда олтарғин!»».\f □ \fr 2:34-35 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»»\+bd* — «Зәб.» 119:1.\ft*\f* \x + \xo 2:34-35 \xo*\xt Зәб. 109:1; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Ибр. 1:13.\xt*\x* \m \v 36 Шуниң үчүн, пүткүл Исраил җәмәтидикиләр шуни қәтъий билсунки, Худа силәр крестлигән дәл ушбу Әйсани һәм Рәб һәм Мәсиһ қилип тиклиди!». \m \v 37 Бу сөзләр аңлиғанларниң жүригигә санҗилғандәк қаттиқ тәккән болуп улар Петрус вә башқа расуллардин: \m — И қериндашлар, ундақта биз немә қилишимиз керәк? — дәп сорашти.\x + \xo 2:37 \xo*\xt Зәк. 12:10; Луқа 3:10; Рос. 9:6; 16:30.\xt*\x* \m \v 38 Петрус уларға: — Товва қилиңлар, һәр бириңлар Әйса Мәсиһниң намида гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар вә шундақ қилсаңлар Худаниң илтипати болған Муқәддәс Роһ силәргә ата қилиниду. \v 39 Чүнки бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду.\f □ \fr 2:39 \fr*\ft \+bd «бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду»\+bd* — «бу вәдә» Муқәддәс Роһни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 2:39 \xo*\xt Йо. 2:30-32; Әф. 2:13.\xt*\x* \m \v 40 Петрус йәнә нурғун башқа сөзләр билән уларни агаһландуруп уларға: \m — Силәр өзүңларни бу иплас дәвирдин қутқузуңлар! — дәп җекилиди. \v 41 Шуниң билән униң сөзини қобул қилғанлар чөмүлдүрүлүшти. Шу күни \add җамаәткә\add* қошулғанлар үч миңчә киши еди. \v 42 Улар өзлирини изчил һалда расулларниң тәлимигә, \add етиқатчиларниң\add* бирлик-һәмдәмлигигә, нанни уштушқа вә дуаларға беғишлиди. \f □ \fr 2:42 \fr*\ft \+bd «етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлиги»\+bd* — бу алаһидә мәнидә болуп, грек тилида «ортақлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм Худа билән болған алақини, һәм етиқатчиларниң бир-бири билән болған зич алақисини вә Худаниң шапаитидин ортақ несивә болушни билдүриду. \+bd «нан уштуш»\+bd* — шүбһисизки, уларниң Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн нан уштушини көрситиду («Мат.» 26:26-28, «1Кор.» 11-бап, 17-34ни көрүң).\ft*\f* \b \m \s1 Етиқатчилар арисидики енақлиқ \m \v 43 Вә қорқунуч уларниң һәр бириниң үстигә чүшти вә расулларниң вастиси билән нурғун карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр йүз бәрди. \x + \xo 2:43 \xo*\xt Мар. 16:17; Рос. 5:12.\xt*\x* \v 44 Пүтүн етиқатчилар давамлиқ җәм болуп биллә яшап, барлиғини ортақ тутушти.\x + \xo 2:44 \xo*\xt Қан. 15:4; Рос. 4:32.\xt*\x* \m \v 45 Улар мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап һәммисигә тәқсим қилишатти. \x + \xo 2:45 \xo*\xt Йәш. 58:7; Рос. 4:35.\xt*\x* \v 46 Улар һәр күни ибадәтхана һойлисиға бир нийәттә җәм болушатти, өй-өйләрдә хошал-хурамлиқ вә ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип, \f □ \fr 2:46 \fr*\ft \+bd «улар һәр күни ... ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,...»\+bd* — 2:42дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 47 Худаға мәдһийә оқушатти; улар пүткүл халайиқниң иззитигә сазавәр болди. Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти.\f □ \fr 2:47 \fr*\ft \+bd «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти»\+bd* — яки «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни уларниң арисиға қошатти».\ft*\f* \x + \xo 2:47 \xo*\xt Рос. 5:14; 11:21.\xt*\x* \b \b \m \c 3 \s1 Петрус билән Юһаннаниң токур адәмни сақайтиши \m \v 1 Бир күни ибадәтханида дуа қилинидиған вақитта, йәни чүштин кейин саат үчтә, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға чиқип барған еди.\f □ \fr 3:1 \fr*\ft \+bd «саат үчтә»\+bd* — ибранийларниң вақти бойичә «саат тоққузда».\ft*\f* \v 2 Шу пәйттә бир туғма токур адәмму бу йәргә елип келиниватқан еди. Һәр күни, кишиләр уни ибадәтханиға киргәнләрдин сәдиқә тилисун дәп, ибадәтханидики «Гөзәл дәрваза» алдиға әкелип қоятти.\x + \xo 3:2 \xo*\xt Юһ. 9:8; Рос. 14:8.\xt*\x* \v 3 У Петрус билән Юһаннаниң ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди. \v 4 Петрус билән Юһанна униңға нәзирини салди. Петрус униңға: \m — Бизгә қара! — деди. \m \v 5 У улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини үзмәй қарап туратти. \v 6 Бирақ Петрус униңға: \m — Мәндә алтун яки күмүч йоқ; лекин қолумда барини саңа берәй. Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, орнуңдин туруп маң! — девиди,\x + \xo 3:6 \xo*\xt Рос. 4:10.\xt*\x* \v 7 уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. У адәмниң пут вә ошуқ беғишлири шуан күчләндүрүлүп, \v 8 орнидин дәс туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә оқуған һалда улар билән биллә ибадәтхана һойлисиға кирди. \v 9 Барлиқ халайиқ униң меңип Худаға мәдһийә оқуғанлиғини көрүп \v 10 униң ибадәтханидики «гөзәл дәрваза» алдида сәдиқә тиләп олтиридиған һелиқи адәм екәнлигини тонуп, униңда йүз бәргинигә һәйрануһәс болуп даң қетип қелишти. \b \m \s1 Петрусниң ибадәтханида ейтқан сөзлири \m \v 11 \add Сақайған киши\add* Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанда, һәйран болушқан барлиқ хәлиқ уларниң йениға \add ибадәтханидики\add* «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгүрүп келишти. \v 12 Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: \m — И Исраиллар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Биз худди өз күч-кудритимиз яки ихласмәнлигимизгә тайинип бу адәмни маңдурғандәк бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? \v 13 Әмәлийәттә болса, ата-бовилиримизниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси Өз хизмәткари болған Әйсани шан-шәрәп билән улуқлиған. Бирақ силәр болсаңлар уни \add римлиқларға\add* тутуп бәрдиңлар; андин \add валий\add* Пилатус уни қоюп беришни һөкүм қилғандин кейин, силәр Пилатусниң алдида униңдин тенип рәт қилиштиңлар. \f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «ата-бовилиримизниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси өз хизмәткари болған Әйсани шан-шәрәп билән улуқлиған»\+bd* — Мәсиһниң «Пәрвәрдигарниң хизмәткари» яки «Пәрвәрдигарниң қули» сүпити екәнлиги тоғрилиқ бешарәтләр «Йәш.» 42:1-18, 49-бап, 50:3-11, 52:13-53:12дә көрүлиду.\ft*\f* \x + \xo 3:13 \xo*\xt Мис. 3:6,15; Мат. 27:20; Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 18:40.\xt*\x* \v 14 Мана силәр Муқәддәс вә Һәққаний Болғучидин тенип, уни рәт қилип \add Пилатустин\add* униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар. \x + \xo 3:14 \xo*\xt Луқа 23:18.\xt*\x* \v 15 Шундақ қилип, һаятлиқни барлиққа Кәлтүргүчини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа уни өлүмдин тирилдүрди, биз мана буниңға гувачидурмиз. \f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «Худа уни өлүмдин тирилдүрди»\+bd* — грек тилида: «Худа уни өлгәнләрдин тирилдүрди».\ft*\f* \x + \xo 3:15 \xo*\xt Рос. 1:8; 2:32.\xt*\x* \v 16 Мана униң намиға қилған етиқат арқилиқ, униң нами силәр көрүватқан вә тонуйдиған бу адәмгә дәрман киргүзди; униң арқилиқ болған етиқат у кишини көз алдиңларда сәллимаза сақ-саламәт қилди. \m \v 17 Әнди қериндашлар, силәрниң вә шуниңдәк силәрниң башлиқлириңларниңму бу ишни ғәпләттә қилғанлиғиңларни билимән. \v 18 Лекин Худа барлиқ пәйғәмбәрләрниң ағзи билән алдин-ала җакалиғанлирини, йәни униң Мәсиһиниң азап-оқубәт тартидиғанлиғини шу йол билән әмәлгә ашурди. \x + \xo 3:18 \xo*\xt Йәш. 50:6; 53:5; Луқа 24:27.\xt*\x* \v 19 Шуниң үчүн гунайиңларниң өчүрүветилиши үчүн һазир товва қилип йоллириңлардин бурулуңлар! Шундақ қилғанда, инсанларниң җенини йеңиландуридиған пәсил-күнләр Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип келиду \x + \xo 3:19 \xo*\xt Рос. 2:38.\xt*\x* \v 20 вә у силәр үчүн алдин тикләнгән Мәсиһ, йәни Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду. \v 21 Һазирчә болса, Худаниң дәсләптики заманлардин тартип муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи билән ейтқинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлмигичә, әршләр уни қобул қилип, униңға макан болиду. \v 22 Муса дәрвәқә мундақ дегән еди: — «Пәрвәрдигар Худайиңлар өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәр турғузиду. Униң силәргә ейтқан барлиқ сөзлирини аңлап, униңға толуқ итаәт қилишиңлар керәк! \x + \xo 3:22 \xo*\xt Қан. 18:15-16, 19; Юһ. 1:46; Рос. 7:37.\xt*\x* \v 23 Чүнки бу пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанларниң һәр бири хәлиқ қатаридин үзүп ташлиниду».\f □ \fr 3:23 \fr*\ft \+bd «...Чүнки бу пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанларниң һәр бири хәлиқ қатаридин үзүп ташлиниду»\+bd* — (22-23-айәт) «Қан.» 18:15-19). Бу бешарәт Әйса Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. У тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \m \v 24 Дәрвәқә, Самуил \add пәйғәмбәр\add* вә униңдин кейин келип бешарәтләрни йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләр тоғрисида алдин-ала ейтқан. \v 25 Силәр бу пәйғәмбәрләрниң пәрзәнтлирисиләр вә Худа ата-боваңлар билән түзгән әһдиниң пәрзәнтлиридурсиләр — бу әһдә бойичә Худа Ибраһимға: «Сениң нәслиң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-җәмәтләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду» дәп вәдә бәргән. \x + \xo 3:25 \xo*\xt Яр. 22:18; Гал. 3:8.\xt*\x* \v 26 Шуңа Худа һәр бириңларни өз рәзилликлириңлардин қайтуруп, силәргә бәхит-бәрикәт ата қилиш үчүн, хизмәткари Әйсани турғузуп, уни авал силәргә әвәтти.\f □ \fr 3:26 \fr*\ft \+bd «Шуңа Худа һәр бириңларни өз рәзилликлириңлардин қайтуруп, силәргә бәхит-бәрикәт ата қилиш үчүн, хизмәткари Әйсани турғузуп, уни авал силәргә әвәтти»\+bd* — «... уни (Әйсани)... \+bd авал\+bd* силәргә әвәтти» — демәк, Худа Ибраһим билән түзгән әһдиси бойичә Ибраһимниң нәсли болған Әйсани «йәр йүзидики барлиқ әлләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниши үчүн» әвәткәндә, уни барлиқ әлләргә әвәтиштин авал Өз Йәһудий хәлқигә әвәтти.\ft*\f* \b \b \m \c 4 \s1 Петрус билән Юһаннаниң алий кеңәшмидә сорақ қилиниши \m \v 1 Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, каһинлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә Садуқийлар уларниң йениға келип қалди.\f □ \fr 4:1 \fr*\ft \+bd «Садуқийлар»\+bd* — Йәһудийларниң бир мәзһипи. Улар тоғрилиқ «тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \v 2 Улар \add расулларниң\add* халайиққа тәлим бериши, җүмлидин «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти .\f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «Улар расулларниң... «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти»\+bd* — «әсәбийләшти» яки «ғәзәпләнди». «Өлгәнләр тирилдүрүлиду» дегән гәп Садуқийларни интайин ғәзәпләндүргән болса керәк, чүнки улар бу нуқтиға қәтъий ишәнмәйтти.\ft*\f* \v 3 Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди, чүнки кәч кирип қалған еди.\f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди...»\+bd* — «уларни» — Петрус, Юһанна вә уларға есилип чиң тутқан, сақайтилған токур кишини көрситиду (9-, 10-, 14-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 4 Лекин җар қилинған сөз-каламни аңлиғанларниң көпи етиқат қилди; шуниң билән етиқат қилған әрләрниң санила бәш миңға йәтти. \m \v 5 Әтиси, \add Йәһудийларниң кеңәшмисидики\add* башлиқлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди. \v 6 Уларниң арисида баш каһин Аннас, Қаяфас, Юһанна, Искәндәр вә баш каһинниң башқа җәмәтидикиләр бар еди. \v 7 Улар \add Петрус билән Юһаннани\add* арисиға турғузуп: \m — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип яки кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.\x + \xo 4:7 \xo*\xt Мис. 2:14; Мат. 21:23; Рос. 7:27.\xt*\x* \m \v 8 Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди: \m Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири! \v 9 Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ, \v 10 силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң \add күч-қудрити\add* арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду! \m \v 11 Бу \add Әйса\add* болса, \add муқәддәс язмиларда\add* \add пүтүлгәндәк\add*, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур. \f □ \fr 4:11 \fr*\ft \+bd «Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур»\+bd* — «Зәб.» 117:2.\ft*\f* \x + \xo 4:11 \xo*\xt Зәб. 117:22; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рим. 9:33; 1Пет. 2:7.\xt*\x* \v 12 Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур.\x + \xo 4:12 \xo*\xt Мат. 1:21; Рос. 10:43; 1Тим. 2:5.\xt*\x* \m \v 13 Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән һөкүмранлар уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти; уларниң бурун Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди. \f □ \fr 4:13 \fr*\ft \+bd «уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлиги...»\+bd* — «оқумиған» пүтүнләй саватсиз дегәнлик әмәс, пәқәт (уларниң көзқаришида) Тәвратқа шәрһ беришкә салаһийити йоқлуғини көрситиду. «Адәттики» «һеч алаһидә тәбийә көрмигән» дегән мәнидә.\ft*\f* \v 14 Униң үстигә, сақайған һелиқи адәмниң уларниң йенида туруватқанлиғини көрүп, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди. \v 15 Шуниң билән һөкүмранлар уларни кеңәшмидин чиқишқа буйруди. Андин бир-бири билән мәслиһәтлишип: \m \v 16 — Буларни қандақ қилимиз? Чүнки уларниң вастиси билән хелә көрүнәрлик мөҗизилик бир аламәт йүз бәргәнлиги пүткүл Йерусалимдикиләргә аян болди вә биз уни инкар қилишқа амалсизмиз. \x + \xo 4:16 \xo*\xt Юһ. 11:47.\xt*\x* \v 17 Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң йейилип кәтмәслиги үчүн, уларға бундин кейин бу адәмниң намида һеч кимгә һеч немә демәсликкә агаһ-тәһдит салайли! — дейишти. \m \v 18 Шуниң билән уларни чақиртип, бундин кейин Әйсаниң намида һеч сөзлимәслик яки тәлим бәрмәсликни қәтъий буйруди. \v 19 Лекин Петрус билән Юһанна: \m — Худаниң алдида силәргә итаәт қилиш тоғриму яки Худағиму, буниңға өзүңлар бир немә дәңлар! \x + \xo 4:19 \xo*\xt Рос. 5:29.\xt*\x* \v 20 Амма биз болсақ, көргән вә аңлиғанлиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди. \m \v 21 \add Һөкүмранлар\add* болса халайиқтин қорқуп, уларни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларға техиму тәһдит селип, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ болған вақиә түпәйлидин Худани улуқлиған еди. \x + \xo 4:21 \xo*\xt Рос. 3:7, 8; 5:26.\xt*\x* \v 22 Чүнки бу сақайтилиш мөҗизилик аламити көрситилгән кишиниң йеши қириқтин ашқан еди. \b \m \s1 Җамаәтниң бир қәлбдә, бир роһта дуа қилиши \m \v 23 Улар қоюп берилгәндин кейин, өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип, баш каһинлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини баштин-ахир көпчиликкә уқтурди. \f □ \fr 4:23 \fr*\ft \+bd «өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип...»\+bd* — «өз һәмраһлири» өз өйидикиләрни әмәс, бәлки җамаәттикиләрни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 4:23 \xo*\xt Рос. 12:12.\xt*\x* \v 24 Улар буни аңлиғанда, авазини бир нийәт бир дил билән Худаға көтирип мундақ нида қилди: \m — И Егимиз, Сән асман-зимин, деңиз-океанларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худадурсән. \x + \xo 4:24 \xo*\xt Мис. 20:11\xt*\x* \v 25 Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу: \m «Әлләр немишкә чуқан салиду? \m Немә үчүн бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?\f □ \fr 4:25 \fr*\ft \+bd «Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу ...»\+bd* — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Муқәддәс Роһ билән» дегән сөз тепилмайду.\ft*\f* \x + \xo 4:25 \xo*\xt Зәб. 2:1.\xt*\x* \m \v 26 Дуниядики падишалар сәп тартип, \m Әмәлдарлар жиғилишип, \m Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти».\f □ \fr 4:26 \fr*\ft \+bd «...Дуниядики падишалар сәп тартип, әмәлдарлар жиғилишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти»\+bd* — (25-26-айәт) «Зәб.» 2:1-2.\ft*\f* \x + \xo 4:26 \xo*\xt Зәб. 2:1, 2.\xt*\x* \m \v 27 — Чүнки дәрвәқә дәл бу шәһәрдә Һерод һәм Понтиус Пилатус, ят әлликләр һәм Исраил хәлиқлири бирлишип, Сән мәсиһлигән муқәддәс хизмәткариң Әйсаға қарши чиқип топланған еди, \x + \xo 4:27 \xo*\xt Мат. 26:3; Мар. 14:1; Луқа 22:2; Юһ. 11:47.\xt*\x* \v 28 шуниң билән күч-қудритиң вә ирадәң бойичә Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған. \f □ \fr 4:28 \fr*\ft \+bd «күч-қудритиң вә ирадәң бойичә...»\+bd* — грек тилида: «қолуң вә ирадәң бойичә...». \+bd «Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған»\+bd* — демәк, мошу кишиләрниң Худаға вә Униң Мәсиһигә қарши интайин яман нийити болсиму, уларниң Әйсани өлтүрүвәткәнлиги бәрибир Худа Өзиниң карамәт планини әмәлгә ашуруш үчүн еди.\ft*\f* \m \v 29 Әнди и Пәрвәрдигар, уларниң селиватқан тәһдитлирини көргәйсән, қуллириңни сөз-каламиңни толуқ жүрәклик билән сөзләп йәткүзидиған қилғайсән; \v 30 кесәлләрни сақайтишқа қолуңни узитип, муқәддәс хизмәткариң Әйсаниң намида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни яратқайсән.\x + \xo 4:30 \xo*\xt Мар. 16:17.\xt*\x* \m \v 31 Уларниң дуаси аяқлашқанда, улар турған йәр тәвринип кәтти. Улар һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Худаниң сөз-каламини жүрәклик сөзләп йәткүзүшкә башлиди.\x + \xo 4:31 \xo*\xt Рос. 16:26.\xt*\x* \b \m \s1 Етиқатчиларниң пул-маллирини ортақ қилиши \m \v 32 Топ-топ етиқатчилар бир җан-бир дил, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тәәллуқ пул-мелини «өзүмниң» демәйтти, бәлки һәммисигә ортақ еди. \x + \xo 4:32 \xo*\xt Рос. 2:44; 1Пет. 3:8.\xt*\x* \v 33 Расуллар зор күч-қудрәт билән Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худаниң зор меһри-шәпқити уларниң һәммисиниң үстигә қонди. \v 34 Уларниң арисидикиләрниң һеч немигә һаҗити чүшмәйтти. Чүнки йәр-зимин, өй-җай егидарлири болғанлар уларни сетип, пулини елип келип \v 35 расулларниң айиғи алдиға қоятти; андин һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәқсим қилинатти.\x + \xo 4:35 \xo*\xt Йәш. 58:7.\xt*\x* \m \v 36 Уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди (расуллар уни Барнабас, йәни «Риғбәтләндүргүчи оғул бала» дәп атиған); \f □ \fr 4:36 \fr*\ft \+bd «уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди... Барнабас.. дәп атиған»\+bd* — Барнабас Лавийлиқ болғачқа, бәлким ибадәтханида ишлигән еди.\ft*\f* \v 37 униңму бир парчә етизи бар еди; у шу йолда уни сетип, пулини елип расулларниң айиғи алдиға тапшурди. \b \b \m \c 5 \s1 Анания билән Сафира \m \v 1 Әнди Ананияс исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сафира билән бир парчә йерини сатти.\f □ \fr 5:1 \fr*\ft \+bd «Ананияс исимлиқ йәнә бир адәм...»\+bd* — «Ананияс» бәлким ибраний тилидики «Һанания» дегәнниң грек тилидики шәкли болуши мүмкин.\ft*\f* \v 2 Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.\f □ \fr 5:2 \fr*\ft \+bd «Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди»\+bd* — бу ишқа қариғанда, уларниң мәхсити өзлириниң сехийлиғини көз-көз қилип: «Мана биз башқиларға охшаш һәммә нәрсимизни Худаниң йолиға беғишлидуқ» дегән болсиму, лекин улар йәр сатқан пулниң бир қисмини йәр сатқан пулниң һәммиси, дәп ялған ейтқан еди.\ft*\f* \m \v 3 Бирақ Петрус униңға: \m — Ананияс, немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп, Муқәддәс Роһқа ялған ейтип, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзүңгә қалдурдуң?\f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп,...?»\+bd* — грек тилида «немишкә Шәйтан қәлбиңни толдурғанки...?» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 4 Йәр сетилмиғанда, сениңки әмәсмиди? Сетилғандин кейин, пулму өз ихтияриңда болмамти? Шундақ туруқлуқ, немишкә қәлбиңдә бу ишни нийәт қилдиң? Сән инсанларға әмәс, бәлки Худаға ялған ейттиң! — деди. \m \v 5 Ананияс бу сөзләрни аңлиған һаман жиқилип җан үзди. Бу ишни аңлиғучиларни қаттиқ қорқунуч басти. \v 6 Әнди яш жигитләр орнидин туруп җәсәтни кепәнләп, сиртқа апирип дәпнә қилди. \m \v 7 Тәхминән үч сааттин кейин, \add Ананиясниң\add* аяли кирип кәлди; бирақ у болған вақиәдин хәвәрсиз еди. \v 8 Петрус униңдин: \m — Маңа ейтқин, силәр йәрни мошу пулға саттиңларму? — дәп сориди. \m — Шундақ, мошунчилик пулға саттуқ, — дәп җавап бәрди у. \m \v 9 Петрус: \m — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синашқа тил бириктүрдүңлар? Қара, ериңни дәпнә қилип кәлгәнләрниң путлири ишик түвидә туриду, улар сениму әкетиду! — деди. \m \v 10 Уму шуан униң аяқлири алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яш жигитләр кирип, униң өлгәнлигини көрди; улар униму елип берип ериниң йениға дәпнә қилди. \v 11 Пүтүн җамаәтни, шундақла бу ишни аңлиғанларниң һәр бирини қаттиқ қорқунуч басти. \b \m \s1 Расуллар көрсәткән мөҗизиләр \m \v 12 Расулларниң қоли арқилиқ хәлиқ ичидә нурғун мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр көрситилди. (Барлиқ \add етиқатчилар\add* бир нийәттә болуп ибадәтханидики «Сулайман пешайвини»да дайим җәм болатти. \x + \xo 5:12 \xo*\xt Мар. 16:17; Рос. 2:43.\xt*\x* \v 13 Бирақ башқа кишиләр уларға қошулушқа җүръәт қилалмайтти; амма халайиқ уларни интайин һөрмәтләйтти. \v 14 Шундақтиму, етиқат қилғучилар барғансери көпийип, һәм әрләр һәм аяллар топ-топ болуп Рәбгә қошулғили турди). \v 15 Шуниң билән кишиләр һәтта Петрус өтүп кетиватқанда һеч болмиғанда униң сайиси болсиму үстигә чүшсун дәп, кесәлләрни кочиларға елип чиқип көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти. \m \v 16 Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим әтрапидики шәһәр-йезилардин кесәлләрни вә напак роһлар чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.\x + \xo 5:16 \xo*\xt Мар. 16:17; Рос. 8:7; 16:18; 19:12.\xt*\x* \b \m \s1 Расулларниң зиянкәшликкә учриши \m \v 17 Баш каһин вә униң тәрәпдарлири, йәни Садуқий мәзһәпидикиләр қозғилип бу ишларға ғәзәплинип, \v 18 расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди. \f □ \fr 5:18 \fr*\ft \+bd «расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди»\+bd* — мошу йәрдики «қамақхана» грек тилида «аммивий түрмә» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 19 Лекин шу кечә, Рәбниң бир пәриштиси қамақханиниң дәрвазилирини ечип, расулларни елип чиқип, уларға:\x + \xo 5:19 \xo*\xt Рос. 12:7; 16:26.\xt*\x* \m \v 20 — Силәр ибадәтхана һойлисиға кирип, халайиққа бу һаятлиқ тоғрисидики һәммә сөзләрни җакалаңлар — дәп тапилиди. \m \v 21 Расуллар бу сөзни аңлап, таң атқанда ибадәтхана һойлисиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. \m Баш каһин вә униң тәрәпдарлири кәлгәндә, алий кеңәшмидикиләр вә Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини җәм болушқа чақирди. Андин \add расулларни\add* елип кәлсун дәп қамақханиға адәм әвәтти. \v 22 Лекин сипаһлар зинданға йетип барғанда, расулларниң у йәрдә йоқлуғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә: \m \v 23 — Биз барсақ, зиндан мәһкәм тақақлиқ турупту, қаравулларму дәрвазилирида күзәттә турупту. Лекин дәрвазиларни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди. \m \v 24 Бу хәвәрни аңлиған ибадәтханидики \add мәсъул\add* каһин һәм қаравулларниң башлиғи вә баш каһинлар: — «Әнди бу иш зади қандақ болуп кетәр?» дейишип алақзадиликкә чөмди. \v 25 Дәл шу чағда, бир киши кирип: \m — Қараңлар, силәр зинданға қамиған адәмләр ибадәтхана һойлисида туруп халайиққа тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди. \m \v 26 Буниң билән, һелиқи қаравуллар башлиғи сипаһлирини башлап берип, \add расулларни\add* елип кәлди. Бирақ улар халайиқ бизни чалма-кесәк қилиши мүмкин дәп қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.\x + \xo 5:26 \xo*\xt Мат. 21:26; Рос. 4:21.\xt*\x* \m \v 27 Улар \add расулларни\add* елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмидикиләр алдида турғузди. Баш каһин уларни сорақ қилип: \m \v 28 — Биз әсли силәрни бу намда кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ агаһландурған едуқ. Лекин мана, силәр йәнә шу тәлимиңлар билән пүткүл Йерусалимни қаплидиңлар һәмдә бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.\f □ \fr 5:28 \fr*\ft \+bd «силәр...бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр!»\+bd* — қизиқ иш шуки, Йәһудий ақсақаллириниң тили «Әйса» дейишкә қәтъий бармайду.\ft*\f* \x + \xo 5:28 \xo*\xt Рос. 4:18.\xt*\x* \m \v 29 Лекин Петрус вә \add башқа\add* расуллар җавап берип мундақ деди: \m — Инсанға әмәс, Худаға итаәт қилиш керәк! \x + \xo 5:29 \xo*\xt Рос. 4:19.\xt*\x* \v 30 Силәр тутуп яғачқа есип өлтүргән Әйсани, ата-бовимизниң Худаси тирилдүрди. \f □ \fr 5:30 \fr*\ft \+bd «...яғачқа есип өлтүргән Әйса»\+bd* — грек тилида «...дәрәққә есип өлтүргән Әйса».\ft*\f* \x + \xo 5:30 \xo*\xt Қан. 21:23; Рос. 3:15; 10:39; 13:29; 1Пет. 2:24.\xt*\x* \v 31 Худа Исраил хәлқини товва қилишқа вә гуналириниң кәчүрүлишикә муйәссәр қилиш үчүн, уни улуқлап Йетәкчи һәм Қутқузғучи сүпитидә Өзиниң оң йениға көтирип олтарғузди. \x + \xo 5:31 \xo*\xt Рос. 2:33; 3:15; Фил. 2:9.\xt*\x* \v 32 Биз бу ишларға гувачилармиз; шундақла Худа Өзигә итаәт қилғучиларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларға гувачидур.\x + \xo 5:32 \xo*\xt Юһ. 15:27; Рос. 2:4.\xt*\x* \m \v 33 Улар бу сөзләрни аңлап қәлбигә санҗилғандәк болуп \add расулларни\add* өлтүрүшкә мәслиһәтләшти. \v 34 Лекин кеңәшмә ичидә пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған Пәрисий мәзһипидики Гамалийәл исимлиқ бир Тәврат өлимаси бар еди. У орнидин туруп: \m — Уларни бирдәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйруди. \m \v 35 Андин у \add кеңәшмидикиләргә\add* мундақ деди: \m — Әй Исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта өзүңларға еһтият қилиңлар! \v 36 Илгири, һелиқи Тәвдас исимлиқ өзини чоң тутуп оттуриға чиққан еди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм қошулди. Бирақ у өзи өлтүрүлди вә барлиқ әгәшкүчилири тарқилип кетип, униң иши йоққа чиқти. \f □ \fr 5:36 \fr*\ft \+bd «бирақ у өзи өлтүрүлди...»\+bd* — «у ... өлтүрүлди» — шүбһисизки, у римлиқ күчләр тәрипидин өлтүрүлду. Тәвдасниң исяни Рим империйәсигә қарши болған болса керәк.\ft*\f* \x + \xo 5:36 \xo*\xt Рос. 21:38.\xt*\x* \v 37 Андин кейин нопус тизимлаш күнлиридә, Галилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму йоқитилип, барлиқ әгәшкүчилириму тарқитиветилгән. \v 38 Әнди силәргә нәсиһитим шуки: Бу кишиләр билән кариңлар болмисун! Уларни ихтияриға қоюп бериңлар. Чүнки әгәр бу еқим яки бу иш пәқәт инсандин кәлгән болса, җәзмән йоққа чиқиду. \x + \xo 5:38 \xo*\xt Пәнд. 21:30; Йәш. 8:10; Мат. 15:13.\xt*\x* \v 39 Лекин әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр! Һәтта өзүңлар Худаға һуҗум қилғучилар болуп чиқисиләр! \x + \xo 5:39 \xo*\xt Рос. 9:5; 23:9.\xt*\x* \m \v 40 Алий кеңәшмидикикиләр несиһәтни қобул қилди; улар расулларни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, уларға һәргиз Әйсаниң намида сөзлимәсликни агаһландурди. Андин уларни қоюп бәрди. \v 41 Расуллар әнди кеңәшминиң оттурисидин чиқип, өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди. \f □ \fr 5:41 \fr*\ft \+bd «.. өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди»\+bd* — мошу йәрдә «мубарәк нам» грек тилида пәқәт «нам» дегән биләнла ипадилиниду. Чүнки шу чағдики етиқатчилар үчүн пүткүл дунияда пәқәт бирла «нам», йәни Әйсаниң нами мәвҗут еди.\ft*\f* \x + \xo 5:41 \xo*\xt Мат. 5:12.\xt*\x* \v 42 Улар йәнила һәр күни ибадәтхана һойлисида вә өйму-өй берип тәлим бериштин вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаштин һеч тохтимиди.\f □ \fr 5:42 \fr*\ft \+bd «вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаш...»\+bd* — яки «вә хуш хәвәр болған Әйса Мәсиһни җакалаш...».\ft*\f* \b \b \m \c 6 \s1 Җамаәтниң әмәлий хизмәтлиригә талланған йәттә киши \m \v 1 Шу күнләрдә, мухлисларниң сани барғансери көпийип, грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар йәрлик ибраний қериндашларға: — Күндилик озуқ-түлүк тәқсим қилиништа аримиздики тул аяллар етиварға елинмиди, дәп наразилиқ билдүрүшти.\f □ \fr 6:1 \fr*\ft \+bd «грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар»\+bd* — грек тилида «грекләштүрүлгәнләр». \+bd «йәрлик ибраний қериндашлар»\+bd* — демәк, ибраний тилида сөзләйдиған етиқатчилар.\ft*\f* \v 2 Шуңа, он иккилән пүткүл мухлисларни чақирип жиғип, уларға мундақ деди: \m — Бизниң Худаниң сөз-каламини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду.\f □ \fr 6:2 \fr*\ft \+bd «озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду»\+bd* — «озуқ-түлүк тәқсим қилиш» грек тилида «дәстиханларда күтүш» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 6:2 \xo*\xt Мис. 18:17.\xt*\x* \v 3 Шуниң үчүн, и қериндашлар, араңлардики нам-абройи бар, Муқәддәс Роһқа вә даналиққа толған йәттә кишини илғап таллаңлар, вә биз уларни бу ишқа мәсъул қилимиз.\x + \xo 6:3 \xo*\xt Қан. 1:13; Рос. 1:21; 16:2; 1Тим. 3:7.\xt*\x* \v 4 Биз болсақ, өзимизни дуа қилиш вә сөз-каламниң хизмитидә болушқа беғишлаймиз. \m \v 5 Бу мәслиһәт халайиқниң һәммисини хуш қилди. Шуниң билән улар иман-ишәшкә вә роһқа толған Истипан исимлиқ бир адәмни таллиди, вә йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап,\x + \xo 6:5 \xo*\xt Рос. 11:24; 21:8.\xt*\x* \v 6 уларни расулларниң алдиға елип чиқти. Расуллар уларниң \add бу хизмәтни қилиши үчүн\add* қоллирини уларниң үстигә тәккүзүп туруп, дуа қилишти.\f □ \fr 6:6 \fr*\ft \+bd «Истипан исимлиқ бир адәм... йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап, уларни расулларниң алдиға елип чиқти»\+bd* — қизиқ йери шуки, талланғанларниң һәммисиниң исимлиридин «грекләшкән Йәһудийлар» екәнлиги билинип туратти.\ft*\f* \x + \xo 6:6 \xo*\xt Рос. 1:23; 8:17; 13:3; 1Тим. 4:14; 5:22; 2Тим. 1:6.\xt*\x* \m \v 7 Вә Худаниң сөз-калами давамлиқ тарқалди; Йерусалимдики мухлисларниң саниму барғансери зор дәриҗидә көпәйди. Нурғун каһинларму \add Мәсиһ\add* етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти.\f □ \fr 6:7 \fr*\ft \+bd «Нурғун каһинларму Мәсиһ етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти»\+bd* — «Мәсиһ етиқатиға» грек тилида пәқәт «етиқатқа» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 6:7 \xo*\xt Рос. 19:20.\xt*\x* \b \m \s1 Истипанниң тутқун қилиниши \m \v 8 Вә Истипан \add Худаниң\add* меһри-шәпқити вә күч-қудритигә толған болуп, хәлиқ ичидә карамәтләр вә зор мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти. \v 9 Бирақ «Қуллуқтин чиққан һөрләр» дәп аталған синагогтики бәзиләр, йәни Курини вә Искәндәрийә шәһәрлири вә Киликийә һәм Асия өлкилиридин кәлгән бәзи \add Йәһудийлар\add* Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди. \v 10 Лекин улар у сөз қилғанда униңда болған даналиқ вә роһқа тақабил турушқа амалсиз қалди. \x + \xo 6:10 \xo*\xt Мис. 4:12; Йәш. 54:17; Луқа 21:15.\xt*\x* \v 11 Буниң билән улар бәзи адәмләрниң ағзини майлап: \m — Биз бу адәмниң Муса вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дегәнни уларниң ағзиға салди.\x + \xo 6:11 \xo*\xt Мат. 26:59.\xt*\x* \m \v 12 Улар мошундақ қилип халайиқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутратти; андин Истипанниң алдини тосуп уни тутқун қилип, алий кеңәшмигә елип барди. \v 13 Улар сахта гувачиларни оттуриға чиқирип мундақ дегүзди: \m — Бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду. \f □ \fr 6:13 \fr*\ft \+bd «бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду»\+bd* — «муқәддәс җай» ибадәтханини көрситиду.\ft*\f* \v 14 Чүнки биз униң һелиқи Насарәтлик Әйса тоғрилиқ: «У бу җайни вәйран қилиду вә Муса пәйғәмбәр бизгә тапшурған әнъәниви қаидә-йосунлиримизни өзгәртиду!» дегәнлигини аңлидуқ.\f □ \fr 6:14 \fr*\ft \+bd «У бу җайни вәйран қилиду»\+bd* — «бу җай» бәлким муқәддәс ибадәтханини көрситиду (12-айәтни көрүң).\ft*\f* \m \v 15 Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң пәриштиниңкидәк пақирақ екәнлигини көрди. \b \b \m \c 7 \s1 Истипанниң гувалиғи \m \v 1 Баш каһин Истипандин: \m — Буларниң ейтқанлири растму? — дәп сориди. \m \v 2 Истипан мундақ җавап бәрди: \m — Қериндашлар вә ата-бовилар, сөзүмгә қулақ селиңлар! Атимиз Ибраһим техи Месопотамийә районида туруватқанда, йәни Һаран шәһиригә көчүп маканлишиштин илгири, шан-шәрәпниң Егиси Худа униңға аян болуп: \v 3 «Сән өз жутуң вә уруқ-җәмәтиңдин айрилип чиқип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин» дегән еди.\x + \xo 7:3 \xo*\xt Яр. 12:1.\xt*\x* \v 4 Буниң билән у Калдийләрниң зиминини ташлап, Һаран шәһиригә берип олтирақлашти. Атиси өлгәндин кейин, Худа уни бу зиминға, йәни силәр һазир туруватқан зиминға йөткәп кәлди.\f □ \fr 7:4 \fr*\ft \+bd «буниң билән у Калдийләрниң зиминини ташлап,..»\+bd* — «Калдийиликләрниң зимини» «Уз» дегән жутни көрситиду («Яр.» 11:31, 12:1ни көрүң).\ft*\f* \v 5 У вақитта, \add Худа\add* униңға бу зиминдин мирас бәрмиди, һәтта униңқа тәвә пут қойғидәкму бир йәр бәрмигән еди. Гәрчә у техичә пәрзәнт көрмигән болсиму, \add Худа\add* бу зиминни униңға вә униң нәслигә егилиги болуш үчүн беришкә вәдә қилди.\x + \xo 7:5 \xo*\xt Яр. 12:7; 13:15.\xt*\x* \v 6 Андин Худа униңға мундақ деди: «Сениң нәсиллириң яқа жутта мусапир болуп туриду, шу жуттикиләр уларни қул қилип төрт йүз жил хорлайду.\x + \xo 7:6 \xo*\xt Яр. 15:13-14,16; Мис. 12:40; Гал. 3:17.\xt*\x* \v 7 Бирақ уларни қуллуққа салған әлни җазалаймән», деди Худа, «вә униңдин кейин, \add нәсиллириң\add* у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду».\f □ \fr 7:7 \fr*\ft \+bd «...бирақ уларни қуллуққа салған әлни җазалаймән... вә униңдин кейин, нәсиллириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду»\+bd* — «Яр.» 15:13-14.\ft*\f* \x + \xo 7:7 \xo*\xt Яр. 15:16; Мис. 3:12.\xt*\x* \m \v 8 Кейин Худа Ибраһим билән бәлгүси хәтнә болған әһдини түзгән, шуниң билән Исһақ униңдин төрәлди; \add Ибраһим\add* уни сәккизинчи күни хәтнә қилди; шундақ қилип Исһақтин Яқуп \add төрәлди\add*, Яқуптин он икки «қәбилә атиси» \add төрәлди\add*.\f □ \fr 7:8 \fr*\ft \+bd «Кейин Худа Ибраһим билән бәлгүси хәтнә болған әһдини түзгән..»\+bd* — «Яр.» 17:10-14. \+bd «он икки «қәбилә атиси»»\+bd* — Исраил хәлқининг он икки қәбилисиниң әҗдатлирини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 7:8 \xo*\xt Яр. 21:2; 25:24; 29:32; 30:5; 35:23.\xt*\x* \m \v 9 Кейин, «қәбилә атилири» иниси Йүсүпкә һәсәт қилип, уни Мисирға қуллуққа сетивәтти. Лекин Худа униң билән биллә болуп, \f □ \fr 7:9 \fr*\ft \+bd «кейин, «қәбилә атилири» иниси Йүсүпкә һәсәт қилип, уни Мисирға қуллуққа сетивәтти. Лекин Худа униң билән биллә болуп, ...»\+bd* — шу вақитта «қәбилә атилири» (Йүсүптин башқа) онәйлән еди. Мошу вақиәни «Яр.» 37-баптин көрүң.\ft*\f* \x + \xo 7:9 \xo*\xt Яр. 37:4,28; Зәб. 104:17\xt*\x* \v 10 уни барлиқ җәбир-җапалардин қутқузуп, уни Мисир падишаси Пирәвнниң нәзиридә илтипатқа егә қилип, униңға данишмәнлик ата қилди. Падиша уни Мисирға баш вәзир, ордисиға баш ғоҗидар қилди. \x + \xo 7:10 \xo*\xt Яр. 41:40.\xt*\x* \v 11 Кейин, еғир ачарчилиқ пүткүл Мисир вә Қанаан йәрлирини бесип, зор қийинчилиқ болди. Ата-бовилиримиз озуқ-түлүк тапалмиди. \x + \xo 7:11 \xo*\xt Яр. 41:54; Зәб. 104:16.\xt*\x* \v 12 Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, \add оғуллирини\add*, йәни ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти. \f □ \fr 7:12 \fr*\ft \+bd «Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, ... ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти»\+bd* — «биринчи қетим әвәтти» — биринчи қетим улар укиси Йүсүпни тоналмиди (он нәччә жил өткән еди). «Яр.» 42-бапни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 7:12 \xo*\xt Яр. 42:1.\xt*\x* \v 13 Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди. Шуниң билән Йүсүпниң җәмәтидикиләр Пирәвн падишаға мәлум болди. \f □ \fr 7:13 \fr*\ft \+bd «Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди»\+bd* — «Яр.» 43-45-бапни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 7:13 \xo*\xt Яр. 45:4.\xt*\x* \v 14 Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп, уни пүтүн аилә-җәмәти билән, җәмий йәтмиш бәш кишини Мисирға өзигә чақирди. \f □ \fr 7:14 \fr*\ft \+bd «Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп,... Мисирға өзигә чақирди»\+bd* — «Яр.» 46-бапни көрүң.\ft*\f* \v 15 Шуниң билән Яқуп Мисирға чүшти вә шу йәрдә өлди; кейин \add униңдин болған\add* ата-бовилиримизму шу йәрдә өлди. \x + \xo 7:15 \xo*\xt Яр. 46:5; 49:33.\xt*\x* \v 16 Уларниң җәсәтлири кейин Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, Ибраһим бурун Һаморниң оғуллиридин мәлум пулға сетивалған, Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди.\f □ \fr 7:16 \fr*\ft \+bd «уларниң җәсәтлири кейин ... Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди»\+bd* — «Яр.» 49:29-32ни көрүң. Истипан мошу йәрдә бу ишларниң тәпсилатлирини бәк қисқартиветиду.\ft*\f* \x + \xo 7:16 \xo*\xt Яр. 23:16; 50:13; Мис. 13:19; Йә. 24:32.\xt*\x* \m \v 17 Лекин Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда, Мисирда туруватқан \add Исраил\add* хәлқиниң нопуси хелә көпәйгән еди. \f □ \fr 7:17 \fr*\ft \+bd «Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда...»\+bd* — «Худа қилған вәдә» болса Худаниң «Сениң нәсиллириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду» дегән вәдиси (7-айәтни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 7:17 \xo*\xt Мис. 1:7; Зәб. 104:24.\xt*\x* \v 18 У вақитта, Йүсүптин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти. \x + \xo 7:18 \xo*\xt Мис. 1:8\xt*\x* \v 19 Бу падиша қовмимизға һейлә-микирләр билән муамилә қилип, ата-бовилиримизни езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини һаят қалдурмаслиғи үчүн ташливетишкә мәҗбур қилди. \v 20 Муса мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала болуп, атисиниң өйидә үч ай беқилди. \f □ \fr 7:20 \fr*\ft \+bd «Муса...Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала...»\+bd* — Мусаниң роһий җәһәттики бәзибир алаһидилигини көрситиду («Мис» 2:2).\ft*\f* \x + \xo 7:20 \xo*\xt Мис. 2:2; 6:19; Чөл. 26:59; 1Тар. 23:13; Ибр. 11:23.\xt*\x* \v 21 Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда, Пирәвнниң қизи уни \add судин\add* елип, өз оғли қилип чоң қилди. \f □ \fr 7:21 \fr*\ft \+bd «Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда...»\+bd* — мошу йәрдики «сиртқа қоюп қоюш» дегән ибарә 19-айәттә: (һаят қалдурмаслиғи үчүн) «\+bd ташливетиш\+bd*» дәп тәрҗимә қилиниду. Амма Мусаниң ата-анисниң боваққа (Мусаға) болған барлиқ муамилиси, җүмлидин «сиртқа қоюш»и иман-ишәш билән болди. «Ибр.» 11:23ни , «Мис.» 2-бапни көрүң. \+bd «Пирәвнниң қизи уни судин елип...»\+bd* — «Мис.» 2-бапни көрүң.\ft*\f* \v 22 Муса Мисирлиқларниң барлиқ билим-һекмити билән тәрбийилинип, сөздә вә әмәлдә интайин қабилийәтлик адәм болуп чиқти. \m \v 23 Лекин униң туғулғиниға қириқ жил тошқанда, өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш нийитигә кәлди. \f □ \fr 7:23 \fr*\ft \+bd «өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш...»\+bd* — грек тилида «өз қериндашлири болған Исраилларни йоқлаш...».\ft*\f* \x + \xo 7:23 \xo*\xt Мис. 2:11-15.\xt*\x* \v 24 У улардин бириниң увал қилинип бозәк қилиниватқанлиғини көрүп, уни қоғдап, харланған киши үчүн интиқам елип харлиғучи Мисирлиқни өлтүрди. \v 25 Чүнки у өз қериндашлирини: — Худа мениң қолум арқилиқ бизгә қутқузуш йолини ачқан дәп чүшинидиғу, дәп ойлиған еди. Лекин улар буни чүшәнмиди. \v 26 Әтиси, Муса уларниң арисидики бир уруш-җедәлни көрүп, арисиға кирип яраштурмақчи болуп: Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қиливатисиләр? — деди. \m \v 27 Бирақ қериндишини йолсиз бозәк қилған киши уни чәткә иштириветип: — Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту?! \x + \xo 7:27 \xo*\xt Мат. 21:23; Рос. 7:35; 4:7.\xt*\x* \v 28 Мениму түнүгүнки Мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән? — деди. \x + \xo 7:28 \xo*\xt Мис. 2:14.\xt*\x* \v 29 Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип, у йәрдә мусапир болуп туруп қалди. У шу йәрдә икки оғул пәрзәнт көрди.\f □ \fr 7:29 \fr*\ft \+bd «Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип,..»\+bd* — униң қорқидиғанлиғиниң сәвәви Мисирлиқниң өлтүрүлгәнлигиниң ашкариланғанлиғи болуши керәк. Лекин ахирда униң Мисирни ташлап кетиши қорқунучтин әмәс, бәлки имандин еди ( йәнә «Мис.» 2-бапни, «Ибр.» 11:27ни көрүң).\ft*\f* \m \v 30 Қириқ жил тошқандин кейин, Синай теғиниң йенидики чөлдә, көйүватқан бир чатқаллиқниң от ялқунида бир пәриштә униңға көрүнди. \x + \xo 7:30 \xo*\xt Мис. 3:2\xt*\x* \v 31 Бу ғайипанә көрүнүшни көргән Муса униңға интайин һәйран болуп қалди; буниң қандақ иш екәнлигини биләй дәп йеқинрақ барғанда Пәрвәрдигарниң авази аңлинип: \v 32 «Мән сениң ата-бовилириңниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худасидурмән» деди. Муса қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди. \x + \xo 7:32 \xo*\xt Мис. 3:6; Мат. 22:32; Ибр. 11:16.\xt*\x* \v 33 Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Айиғиңни селивәт; чүнки сән туруватқан йәр муқәддәстур. \x + \xo 7:33 \xo*\xt Мис. 3:5, 7, 8, 10; Йә. 5:15.\xt*\x* \v 34 Мән дәрһәқиқәт Мисирда туруватқан хәлқимниң харлиниватқанлиғини көрдүм, уларниң налә-пәрядлирини аңлидим. Шуңа мән уларни елип чиққили чүштүм. Әнди барғин, мән сени Мисирға әвәтәй!» деди.\x + \xo 7:34 \xo*\xt Мис. 3:2-10.\xt*\x* \m \v 35 Мана һелиқи кишиләр: «Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту!?» дәп рәт қилған дәл мошу Мусани, Худа униңға чатқаллиқта көрүнгән пәриштиниң қоли билән Исраилларға һәм баш һәм қутқузғучи болушқа әвәтти. \v 36 Әнә шу Муса хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни \add Мисирдин\add* чиқарди һәмдә Мисир зиминида, Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән чөлдә карамәтләрни вә мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти. \f □ \fr 7:36 \fr*\ft \+bd «...шу Муса хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни Мисирдин чиқарди һәмдә Мисир зиминида, Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән чөлдә карамәтләрни вә мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти»\+bd* — бу ишлар «Мисирдин чиқиш» һәм «Чөл-баявандики сәпәр»дики улуқ темадур.\ft*\f* \x + \xo 7:36 \xo*\xt Мис. 7; 8; 9; 10; 11; 13; 14; 16:1; Қан. 1:3.\xt*\x* \v 37 Әнә шу Муса өзи Исраилларға: «Худа қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәрни тикләйду» дегән еди. \f □ \fr 7:37 \fr*\ft \+bd «Худа қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәрни тикләйду»\+bd* — «Қан.» 18:15.\ft*\f* \x + \xo 7:37 \xo*\xt Қан. 18:15,18; Юһ. 1:46; Рос. 3:22; Мат. 17:5.\xt*\x* \v 38 Чөл-баявандики җамаәткә һәмраһ болған, Синай теғида өзигә сөз қилған пәриштә билән биллә болған, ата-бовилиримиз билән биллә болған һәмраһ дәл әнә шу еди; һаятлиқ бәхш йәткүзидиған вәһийләрни бизгә йәткүзүш үчүн қобул қилғучи болған дәл әнә шу еди; \x + \xo 7:38 \xo*\xt Мис. 19:3; Гал. 3:19.\xt*\x* \v 39 шундақ болсиму, ата-бовилиримиз униңға итаәт қилишни халимай, уни чәткә қеқип, көңлидә Мисирға қайтишни арзу қилди; \v 40 шуңа улар Һарунға: — «Бизгә йол башлайдиған илаһларни ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ» деди. \f □ \fr 7:40 \fr*\ft \+bd «шуңа улар Һарунға...»\+bd* — Һарун Мусаниң акиси. \+bd «шуңа \+bd*\+bdit халайиқ\+bdit* Һарунға: — «Бизгә йол башлайдиған илаһларни ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ» деди» — бу вақиә Муса пәйғәмбәр Синай теғидин техи чүшмигән вақитта болған еди («Мис.» 32-бап).\ft*\f* \x + \xo 7:40 \xo*\xt Мис. 32:1,23.\xt*\x* \v 41 Шуниң билән шу күнләрдә улар мозай шәклидә бир бут ясап, бу мәбудқа атап қурбанлиқ сунди. Шундақ қилип улар өз қоллири билән ясиған бир нәрсини хошал-хурамлиқ билән тәбрикләшкә киришти. \v 42 Лекин Худа улардин йүзини өрүп, уларни асмандики юлтуз қошунлириға чоқунушқа қоюп бәрди. Шуниң билән пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмисида пүтүлгәдәк, \add Худа уларни мундақ әйиплиди\add*: — \m «Силәр чөл-баяванда болған қириқ жил җәрянида қилған қурбанлиқ-һәдийәләрни һәқиқәтән Маңа елип кәлгәнмусиләр, и Исраил җәмәти? \x + \xo 7:42 \xo*\xt Ам. 5:25.\xt*\x* \v 43 Бәрһәқ, силәр чоқунуш үчүн ясиған мәбудлар, йәни «Молоқ»ниң чедири һәм бутуң болған «Рәмфан»ниң юлтуз бәлгүсини көтирип маңдиңлар; әнди Мән силәрни әсир қилип Бабилдин жираққа сүргүн қилдуримән».\f □ \fr 7:43 \fr*\ft \+bd «... Бәрһәқ, силәр чоқунуш үчүн ясиған мәбудлар, йәни «Молоқ»ниң чедири һәм бутуң болған «Рәмфан»ниң юлтуз бәлгүсини көтирип маңдиңлар; әнди Мән силәрни әсир қилип Бабилдин жираққа сүргүн қилдуримән»\+bd* — «Ам.» 5:25-27.\ft*\f* \x + \xo 7:43 \xo*\xt Ам. 5:26,27.\xt*\x* \m \v 44 Ата-бовилиримиз чөлдин кәзгән вақтида, «һөкүм-гувалиқ» чедири уларниң оттурисида тикләнгән еди; у дәл Мусаға сөз-калам Йәткүзгүчиниң буйруғинидәк, көрситилгән өрнәк бойичә ясалған еди. \f □ \fr 7:44 \fr*\ft \+bd ««һөкүм-гувалиқ» чедири»\+bd* — йәни «ибадәт чедири»; «Мис.» 16:34 вә изаһатини көрүң. \+bd «у дәл Мусаға сөз-калам Йәткүзгүчиниң буйруғинидәк, көрситилгән өрнәк бойичә ясалған еди»\+bd* — «сөз-калам Йәткүзгүчи» — Худаниң Өзи, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 7:44 \xo*\xt Мис. 25:40; Ибр. 8:5.\xt*\x* \v 45 Шу ибадәт чедирини ата-бовилиримиз илгиридикиләрдинму егидарчилиғиға тапшуруп, Йәшуаниң йетәкчилигидә, Худа уларниң алдидила қоғлиған әлләрниң зиминлирини бесивалғинида, уни бу йәргә елип кәлгән; чедир шундақла \add падиша\add* Давутниң заманиғичә турған. \f □ \fr 7:45 \fr*\ft \+bd «кейин Йәшуаниң йетәкчилигидә...»\+bd* —Йәни Йәшуа пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә.\ft*\f* \x + \xo 7:45 \xo*\xt Йә. 3:14.\xt*\x* \v 46 Давут Худаниң шапаитигә еришип, Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан селишқа иҗазәт сориған. \f □ \fr 7:46 \fr*\ft \+bd «Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан селишқа иҗазәт сориған»\+bd* — грек тилида «Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан тепишқа иҗазәт сориған» («2Сам.» 7-бапни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 7:46 \xo*\xt 1Сам. 16:1; 2Сам. 7:2; 1Тар. 17:1; Зәб. 88:20-22; 131:5; Рос. 13:22.\xt*\x* \v 47 Бирақ кейин, \add Худа\add* үчүн ибадәтхана салған \add Давут әмәс\add*, әмәлийәттә Сулайман болди. \f □ \fr 7:47 \fr*\ft \+bd «Бирақ кейин, Худа үчүн ибадәтхана салған Давут әмәс, әмәлийәттә Сулайман болди»\+bd* — «1Пад.» 5-6-бапни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 7:47 \xo*\xt 1Пад. 6:1; 1Тар. 17:12.\xt*\x* \v 48 Һалбуки, Һәммидин Алий Болғучи инсанниң қоллири билән ясиған маканларда турмайду; худди пәйғәмбәр мундақ дегинидәк: —\x + \xo 7:48 \xo*\xt 1Пад. 8:27; Рос. 17:24.\xt*\x* \m \v 49 «Асманлар Мениң тәхтим, \m Зимин болса аяқлиримға тәхтипәрдур, \m Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? \m Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?\x + \xo 7:49 \xo*\xt 2Тар. 6:33; Йәш. 66:1, 2; Мат. 5:34; 23:22.\xt*\x* \m \v 50 Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан әмәсмиди?»\f □ \fr 7:50 \fr*\ft \+bd «Асманлар мениң тәхтим, зимин болса аяқлиримға тәхтипәрдур, әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду? Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан әмәсмиди?»\+bd* — «Йәш.» 66:1-2.\ft*\f* \x + \xo 7:50 \xo*\xt Йәш. 66:1-2; Яр. 1:4.\xt*\x* \m \v 51 — Әй, бойни қаттиқ, жүриги вә қулиқи хәтнисиз болғанлар! Силәр Муқәддәс Роһ билән дайим қаршилишисиләр; силәр ата-бовилириңлар немә қилған болса, шуни охшаш қиливатисиләр! \x + \xo 7:51 \xo*\xt Нәһ. 9:16,17; Йәр. 6:1.\xt*\x* \v 52 Пәйғәмбәрләрдин зади қайсисиға ата-бовилириңлар зиянкәшлик қилип бақмиған? Шундақ қилип улар «Һәққаний Болғучи»ниң келидиғанлиғини алдин җакалиғучиларни өлтүрүшкән. Әнди у өзи һазир кәлгәндә, силәр униңға сатқунлуқ қилғучи вә қатил болуп чиқтиңлар, \f □ \fr 7:52 \fr*\ft \+bd «шундақ қилип улар «Һәққаний Болғучи»ниң келидиғанлиғини алдин җакалиғучиларни өлтүрүшкән. Әнди у өзи һазир кәлгәндә, силәр униңға сатқунлуқ қилғучи вә қатил болуп чиқтиңлар,...»\+bd* — «Һәққаний Болғучи» Әйсани көрситиду.\ft*\f* \v 53 И силәр Тәврат қанунини пәриштиләрниң әмри-тапилиғанлири билән тапшурувелип туруп, униңға әмәл қилмиғучилар!»\x + \xo 7:53 \xo*\xt Мис. 19:3; 24:3; Юһ. 7:19; Гал. 3:19; Ибр. 2:2.\xt*\x* \b \m \s1 Истипанниң чалма-кесәк қилиниши \m \v 54 \add Истипанниң\add* бу сөзлирини аңлиған \add алий кеңәшмидикиләр\add* жүригигә \add хәнҗәр\add* санҗилғандәк болуп, униңға чишлирини ғучурлатти. \v 55 Лекин у болса Муқәддәс Роһқа толған, көзлирини көккә тикип, Худаниң җуласини, шундақла униң оң йенида Әйсаниң турғанлиғини көрүп, \v 56 — Қараңлар! Асманлар ечилип, Инсаноғлиниң Худаниң оң йенида турғанлиғини көрүватимән! — деди. \m \v 57 Улар буниңға қулақлирини қоллири билән етивелип, авазини қаттиқ көтирип вақиришип бирликтә униңға йопурулуп келивиди, \v 58 уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. \add Уни әрз қилған\add* гувачилар \add уни чалма-кесәк қилиштин авал\add* чапанлирини Саул исимлиқ бир яшниң пути алдида қоюп қоюшти. \f □ \fr 7:58 \fr*\ft \+bd «Уни әрз қилған гувачилар уни чалма-кесәк қилиштин авал чапанлирини Саул исимлиқ бир яшниң пути алдида қоюп қоюшти»\+bd* — Тәврат қануни бойичә бириси өлүмгә мәһкүм болса униңға әрз қилған гувачилар биринчи болуп таш етиши керәк еди («Қан.» 17:7).\ft*\f* \x + \xo 7:58 \xo*\xt 1Пад. 21:13; Луқа 4:29.\xt*\x* \v 59 Улар Истипанни чалма-кесәк қилғинида у: \m — И Рәб Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп нида қилди.\x + \xo 7:59 \xo*\xt Зәб. 30:6; Луқа 23:46.\xt*\x* \m \v 60 Андин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән: \m — И Рәб, бу гунаниң һесавини улардин алмиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла җан үзүп ухлап кәтти.\x + \xo 7:60 \xo*\xt Мат. 5:44; Луқа 23:34; 1Кор. 4:12.\xt*\x* \b \b \m \c 8 \s1 Саулниң етиқатчиларға зиянкәшлик қилиши \m \v 1 Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.\x + \xo 8:1 \xo*\xt Рос. 11:19; 22:20.\xt*\x* \v 2 Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.\x + \xo 8:2 \xo*\xt Яр. 23:2; 50:10; 2Сам. 3:31\xt*\x* \v 3 Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өйму-өй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.\x + \xo 8:3 \xo*\xt Рос. 9:1; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \b \m \s1 Хуш хәвәрниң Самарийә өлкисигә йетип бериши \m \v 4 Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.\x + \xo 8:4 \xo*\xt Мат. 10:23; Рос. 11:19.\xt*\x* \v 5 Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди. \v 6 Топ-топ кишиләр уни аңлап һәмдә у көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көрүп, бир җан бир дили билән униң сөзлиригә қулақ салди. \v 7 Чүнки напак роһлар болса, чаплишивалған кишиләрдин қаттиқ вақириғиничә чиқип кәтти. Нурғун паләч, токурларму сақайтилди;\x + \xo 8:7 \xo*\xt Мар. 16:17; Рос. 5:16; 16:18; 19:11.\xt*\x* \v 8 зор шат-хурамлиқ шу шәһәрни қаплиди. \m \v 9 У шәһәрдә әсли җадугәр-сеһиргәрлик билән шуғуллиниватқан Симон исимлиқ бир адәм бар еди; у шу йол билән пүткүл Самарийәдикиләрни һаң-таң қалдуруп, өзини қалтис зат көрсәтмәкчи болуп кәлгән еди. \x + \xo 8:9 \xo*\xt Рос. 13:6.\xt*\x* \v 10 Пеқирдин тартип амбалғичә уларниң һәммиси униңға ихлас қилип қарайтти вә «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу!» дейишәтти. \v 11 Халайиқ униңға шундақ ихлас қилиши униң узундин бери җадугәр-сеһиргәрлиги билән уларни һаң-таң қалдуруп кәлгәнлиги түпәйлидин еди. \v 12 Лекин әнди Филип Худаниң падишалиғи вә Әйса Мәсиһниң нами тоғрисидики хуш хәвәрни җакалиқинида улар униң сөзлиригә ишәнди вә әрләр болсун, аяллар болсун чөмүлдүрүшни қобул қилди. \v 13 Симон өзиму ишәнди. У чөмүлдүрүлгән болуп, һемишә Филипниң йенида жүрди һәмдә \add Филип\add* көрситиватқан мөҗизилик аламәтләр вә қудрәтлик ишларға қарап, интайин һәйран болди. \m \v 14 Йерусалимдики расуллар Самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти; \v 15 иккилән у йәргә чүшүши биләнла, уларни Муқәддәс Роһниң ата қилинғучиси болсун дәп дуа қилди. \v 16 Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди. \v 17 Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди. \f □ \fr 8:17 \fr*\ft \+bd «Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди»\+bd* — бу чоң иш еди. Әслидә Йәһудийлар вә Самарийәликләр бир-биригә бәк өч еди, һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти. Самарийәликләр Муқәддәс Роһни қобул қилиши үчүн Филип («йерим грек»)ниң қолини әмәс, бәлки сап икки Йәһудийниң қолини уларға тәккүзүшини кәмтәрлик билән қобул қилиши керәк еди. Сап икки Йәһудийму һазир өзини төвән тутуп, қоллирини «напак Самарийәликләр»ниң бешиға қоюши керәк. «Юһанна» 4-бап, «Матта»ниң «қошумчә сөз»идики 16:19 тоғрилиқ изаһатимизни вә «Гал.» 3:28ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 8:17 \xo*\xt Рос. 6:6; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 5:22; 2Тим. 1:6.\xt*\x* \v 18 Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп: \m \v 19 — Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди. \m \v 20 Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: \m — Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун! \x + \xo 8:20 \xo*\xt Мат. 10:8.\xt*\x* \v 21 Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс! \v 22 Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн! \v 23 Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум. \m \v 24 Симон уларға: \m — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.\f □ \fr 8:24 \fr*\ft \+bd «Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди»\+bd* — бәзи қедимки тарихий хатириләр бойичә, Симон кейин хуш хәвәргә әшәддий дүшмән болуп чиққан.\ft*\f* \m \v 25 Петрус билән Юһанна йәнә шу йәрдә агаһ-гувалиқ берип Рәбниң сөз-каламини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип хуш хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти. \b \m \s1 Филип вә Ефиопийилик әмәлдар \m \v 26 Шу вақитта, Худаниң бир пәриштиси Филипқа: \m — Орнуңдин туруп җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған йол билән маң! — деди (шу йол чөлдики йолдур). \v 27-28 Шуңа Филип орнидин туруп йолға чиқти. Вә мана, йолда Ефиопийә аял падишаси Кандасниң бир әмәлдари, пүткүл ғәзнигә мәсъул Ефиопийәлик ағват вәзир туратти. У Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди; һазир қайтиш йолида өзиниң җәң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң язмисини оқувататти. \v 29 Роһ Филипқа: \m — Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин, — деди.\f □ \fr 8:29 \fr*\ft \+bd «Роһ Филипқа: ... — деди»\+bd* — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, әлвәттә. \+bd «Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин»\+bd* — грек тилида «Берип өзүңни бу һарвуға қошқин».\ft*\f* \m \v 30 Филип жүгүрүп берип, \add вәзирниң\add* Йәшая пәйғәмбәрниң язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин: \m — Оқуватқиниңизни чүшиниватамсиз? — дәп сориди. \m \v 31 Вәзир униңға: \m — Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән?! — дәп, Филипни һарвусиға чиқип йенида олтиришқа өтүнди. \m \v 32 У оқуватқан язма қисми болса: \b \m «У гоя боғузлашқа йетиләп меңилған қойдәк боғузлашқа елип меңилди, \m Қирқиғучи алдида үн-тинсиз ятқан қозидәк, у задила еғиз ачмиди. \v 33 У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, \m Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! \m Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди».\f □ \fr 8:33 \fr*\ft \+bd «.... У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди»\+bd* — «Йәш.» 53:7-8.\ft*\f* \x + \xo 8:33 \xo*\xt Йәш. 53:7, 8.\xt*\x* \b \m \v 34 Ағват Филиптин: \m — Дәп бәрсиңиз, пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритип ейтилған? Өзигиму яки башқа бирисигиму? — дәп сориди. \m \v 35 Филип ағзини ечип шу язминиң шу қисмидин башлап, униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди. \f □ \fr 8:35 \fr*\ft \+bd «униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди»\+bd* — грек тилида: «У униңға Әйсани хуш хәвәр дәп җакалап бәрди».\ft*\f* \x + \xo 8:35 \xo*\xt Луқа 24:45.\xt*\x* \v 36-37 Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, ағват: \m — Мана бу йәрдә су бар екән. \add Мошу йәрдила\add* чөмүлдүрүлүшүмгә қандақ тосалғу бар? — деди.\x + \xo 8:36-37 \xo*\xt Рос. 10:47.\xt*\x* \m \v 38 У һарвуни тохтитишни буйруди. Филип вә ағват иккиси биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди. \v 39 Улар судин чиққанда, Рәбниң Роһи Филипни көтирип елип кәтти. Ағват уни қайта көрмиди, амма у шатлинип йолини давамлаштурди. \v 40 Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди; у шу жутни кезип, шу йәрдин Қәйсәрийә шәһиригә кәлгичә болған һәммә шәһәрләрдә хуш хәвәр җакалиди.\f □ \fr 8:40 \fr*\ft \+bd «Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди»\+bd* — «Ашдод шәһири» грек тилида «Азотус шәһири».\ft*\f* \b \b \m \c 9 \s1 Саулниң Әйсаға етиқат қилиши \m \v 1 Амма \add шу чағлар\add* Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди. У Баш каһинниң алдиға берип,\f □ \fr 9:1 \fr*\ft \+bd «Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди»\+bd* — грек тилида «Саулниң һәр нәпәслири Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири болуп,...».\ft*\f* \x + \xo 9:1 \xo*\xt Рос. 8:3; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 2 Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә \add Мәсиһ\add* йолидикиләрдин бирәрсини, мәйли әр болсун, аял болсун тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти.\f □ \fr 9:2 \fr*\ft \+bd «Мәсиһ йолидикиләр»\+bd* — мошу йәрдә грек тилида пәқәт ««йол»дикиләр» дейилиду (чүнки етиқатниң пәқәт бирла йоли бардур). \+bd «Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә Мәсиһ йолидикиләрдин бирәрсини... тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти»\+bd* — Саул тутмақчи болғанлар Мәсиһгә етиқат қилған Йәһудийларла еди (униң Йәһудий әмәсләрниң Мәсиһкә етиқат қилишидин һеч хәвири болмиса керәк). \ft*\fp Дәмәшқтики синагоглар Дәмәшқ шәһирини башқурмиған, әлвәттә. Лекин шәһәрдә Йәһудийларниң тәсири хелә күчлүк болғачқа (23-айәтни көрүң) Саул Йәһудий ишәнгүчиләрни тутмақчи болса, уларниң ярдимини яки рухситини соримиса болмайтти.\fp*\f* \m \v 3 Саул йолға чиқип, Дәмәшқ шәһиригә йеқинлашқанда, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, униң әтрапини йорутувәтти.\x + \xo 9:3 \xo*\xt Рос. 22:6; 26:31; 1Кор. 15:8; 2Кор. 12:2.\xt*\x* \v 4 У йәргә жиқилди вә өзигә: \m — Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир авазни аңлиди.\f □ \fr 9:4 \fr*\ft \+bd «Саул, Саул!»\+bd* — адәмниң исмини икки қетим чақириш болса рәбниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.\ft*\f* \m \v 5 — И Рәб, сән кимсән? — дәп сориди у. \m Аваз: — Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән.\x + \xo 9:5 \xo*\xt Рос. 5:39.\xt*\x* \v 6 Орнуңдин тур, шәһәргә кир, немә қилишиң керәклиги саңа ейтип берилиду» — деди.\x + \xo 9:6 \xo*\xt Луқа 3:10; Рос. 2:37; 16:30.\xt*\x* \m \v 7 Униң билән биллә маңған адәмләр авазни аңлисиму, һеч кимни көрәлмигәчкә, шу йәрдә үн чиқиралмай турупла қалди.\x + \xo 9:7 \xo*\xt Дан. 10:7.\xt*\x* \v 8 Саул йәрдин туруп, көзлирини ечип қариди, лекин һеч нәрсини көрәлмиди. Һәмраһлири уни қолидин йетиләп Дәмәшққә елип кирди. \v 9 У үч күнгичә көзи көрмәс болуп нә йемиди нә ичмиди. \m \v 10 Дәмәшқтә Ананияс исимлиқ мәлум бир мухлис бар еди. Рәб униңға бир ғайипанә көрүнүштә көрүнүп уни: \m — Ананияс! — дәп чақирди. \m — Мана мән, и Рәб, — дәп җавап бәрди у. \m \v 11 Рәб униңға: \m — Сән дәрһал «Түз» дәп аталған кочиға берип, Йәһуданиң өйидин Тарсуслуқ Саул исимлиқ бирини сорап тап; чүнки мана, у дуа-тилавәт қиливатиду. \x + \xo 9:11 \xo*\xt Рос. 21:39; 22:3.\xt*\x* \v 12 У дуа қиливатқинида, ғайипанә көрүнүштә Ананияс исимлиқ бир кишиниң келип, көзини көридиған қилиш үчүн үстигә қолини тәккүзгәнлигини көрди, — деди. \m \v 13 Ананияс: \m — И Рәб, мән бу адәмниң хәвирини нурғун кишиләрдин аңлидим, у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән! \f □ \fr 9:13 \fr*\ft \+bd «у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!»\+bd* — Инҗилда «муқәддәс бәндиләр» дегән ибарә көп йәрләрдә ишлитилгән. У грекчидә «муқәддәсләр» дәп ипадилиниду. «Тәбирләр»дә ейтқинимиздәк, «муқәддәс» дегән сөз «Худаға аталған», «Худаға хас», «Худаға мәхсус айрилған» дегән мәнини билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 9:13 \xo*\xt Рос. 9:1; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 14 Һазир у мошу йәрдә намиңға нида қилғанларниң һәммисини тутуп бағлаш үчүн баш каһинлардин һоқуқ апту — деди. \m \v 15 Лекин Рәб униңға: \m — Баривәр! Чүнки у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн өзүмгә алаһидә таллиған бир әсваптур. \f □ \fr 9:15 \fr*\ft \+bd «... у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн...»\+bd* — грек тилида «... у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида көтириш үчүн...». \ft*\fp «Әлләр» — ят әлләр, Йәһудий әмәсләр.\fp*\f* \x + \xo 9:15 \xo*\xt Рос. 13:2; 22:21; Рим. 1:1; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:1.\xt*\x* \v 16 Чүнки мән униңға намим үчүн қанчилик азап-оқубәтләрни тартишиниң муқәррәр екәнлигини аян қилимән, — деди.\x + \xo 9:16 \xo*\xt Рос. 21:11; 2Кор. 11:23.\xt*\x* \m \v 17 Буниң билән Ананияс берип, шу өйгә кирди; у қоллирини Саулниң үстигә тәккүзүп униңға: \m — Қериндаш Саул, Рәб, йәни бу йәргә келиватқан йолуңда саңа көрүнгән Әйса, көзлириңни көрәләйдиған болсун дәп вә сениң Муқәддәс Роһқа толдурулушуң үчүн мени шәхсән өзи әвәтти, — девиди, \x + \xo 9:17 \xo*\xt Рос. 22:12.\xt*\x* \v 18 Саулниң көзлиридин худди белиқ қасириғидәк болған бир нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп, чөмүлдүрүшни қобул қилди. \v 19 У ғизаланғандин кейин, қувәтлинип мағдурға кирди. \b \m \s1 Саулниң Дәмәшқтә хуш хәвәр җакалиши \m \v 20 \add Саул\add* Дәмәшқтики мухлисларниң йенида бир нәччә күн турди вә вақитни өткүзмәй синагогларға кирип, «У киши Худаниң Оғлидур» дәп Әйсани җакалашқа башлиди. \v 21 Уни аңлиғанлар сөзлиридин интайин һәйран болушуп: \m — Бу адәм Йерусалимда бу намға нида қилғучиларни қаттиқ вәйран қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мошундақларни бағлап баш каһинларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти. \m \v 22 Лекин Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини испатлап Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди.\f □ \fr 9:22 \fr*\ft \+bd «Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип,..»\+bd* — яки, «Саул барғансери күчләндүрүлүп,...». \+bd «Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди»\+bd* — яки «Дәмәшқтики Йәһудийларни буни рәт қилишқа амалсиз қалдурди».\ft*\f* \m \v 23 Көп күнләрдин кейин, Йәһудийлар Саулни йоқатмаққа қәст қилмақчи болди. \v 24 Лекин Саул уларниң сүйқәстидин хәвәр тапти; уни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәрниң қовуқлирида пайлап жүрди. \x + \xo 9:24 \xo*\xt 2Кор. 11:32.\xt*\x* \v 25 Лекин мухлислар бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепил \add камаридин\add* чүшүрди.\f □ \fr 9:25 \fr*\ft \+bd «уни ... сепил камаридин чүшүрди»\+bd* — яки, «уни... күнгүридин чүшүрди». «2Кор.» 11:33ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 9:25 \xo*\xt Йә. 2:15; 1Сам. 19:12.\xt*\x* \b \m \s1 Саул Йерусалимда \m \v 26 Саул Йерусалимға йетип берип, у йәрдики мухлисларға қошулмақчи болди, лекин уларниң һәммиси униң мухлис екәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти. \x + \xo 9:26 \xo*\xt Рос. 22:17.\xt*\x* \v 27 Бирақ Барнабас уни елип берип, расуллар билән көрүштүрди. У уларға Саулниң Дәмәшқниң йолида Рәбни қандақ көргәнлигини, Рәбниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә униң Дәмәшқтә Әйсаниң намида қандақ җүръәтлик билән сөз-калам йәткүзгәнлигини уқтурди. \x + \xo 9:27 \xo*\xt Рос. 11:25.\xt*\x* \v 28 Буниң билән, Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп, жүрәклик һалда Рәбниң намида сөз-калам йәткүзәтти. \f □ \fr 9:28 \fr*\ft \+bd «Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп...»\+bd* — грек тилида «Саул Йерусалимда расуллар билән биллә кирип-чиқип...».\ft*\f* \v 29 У йәнә грекчә сөзлишидиған Йәһудийлар биләнму сөзлишип муназирилишәтти; нәтиҗиси, улар униңға қәст қилмақчи болди. \v 30 Қериндашлар бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, андин у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди. \m \v 31 У чағда, пүткүл Йәһудийә, Галилийә вә Самарийәдики җамаәтләр \add бир мәзгил\add* течлиққа еришип, \add етиқатта\add* қурулди; Рәбниң қорқунучида меңип, Муқәддәс Роһниң риғбәт-тәсәллиси билән уларниң санлириму барғансери көпәймәктә еди.\f □ \fr 9:31 \fr*\ft \+bd «у чағда...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуниң билән...» яки «шуңа...».\ft*\f* \b \m \s1 Петрус Лидда вә Йоппа шәһәрлиридә яратқан мөҗизиләр \m \v 32 Шу вақитларда шундақ болдики, Петрус һәр қайси җайларни арилап жүргәндә, Лидда шәһиридики муқәддәс бәндиләрниму йоқлашқа чүшти. \v 33 У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән. \f □ \fr 9:33 \fr*\ft \+bd «орун тутуп...»\+bd* — грек тилида «палас тутуп...».\ft*\f* \v 34 Петрус униңға: \m — Әнеяс, Әйса, йәни Мәсиһ болғучи сени сақайтиду. Орнуңдин туруп, палисиңни жиғиштур! — деди. \m У дәрһал орнидин турди. \v 35 \add Әнеясни\add* көргән Лидда шәһиридики вә Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди.\f □ \fr 9:35 \fr*\ft \+bd «...Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди»\+bd* — грек тилида «Шарон районидикиләрниң һәммиси (өз йолидин) бурулуп Рәбгә бағланди».\ft*\f* \m \v 36 Йоппа шәһиридә болса Табита исимлиқ бир аял мухлис бар еди (униң исми грекчидә «Доркас» еди). У һәрдайим яхши әмәлләр вә хәйр-сахавәтлик ишларға бериләтти. \f □ \fr 9:36 \fr*\ft \+bd «Йоппа шәһири»\+bd* — крек тилида исми «Йоппа». Һазирқи исми «Җаффа» яки «Хайфа». \+bd «...Табита....Доркас...»\+bd* — «Табита» ибраний тилида, «Доркас» грек тилида «җәрән» дегән мәнидә.\ft*\f* \v 37 Шу күнләрдә шундақ болдики, у кесәл болуп, өлүп кәтти. Кишиләр җәсәтни жуюп, үстүнки қәвәттики бир өйгә ятқузуп қойди. \v 38 Йоппа шәһири Лидда шәһиригә йеқин болғачқа, Йоппадики мухлислар Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтти. Улар: «Һаял болмай йенимизға кәлсәң!» — дәп йелинди. \v 39 Петрус орнидин туруп улар билән биллә Йоппаға барди. Йоппаға йетип келиши билән улар уни үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқти. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зерә қилишип униңға Доркасниң улар билән биллә болған вақтида өзлиригә тикип бәргән көйнәк-кийимлирини көрситишти. \m \v 40 Лекин Петрус һәммәйләнни чиқириветип, тизлинип олтирип дуа қилди. Андин у җәсәткә қарап: \m — Табита, орнуңдин тур! — деди. \m Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, орнида олтарди. \m \v 41 Петрус униңға қолини узитип уни йөләп турғузди вә муқәддәс бәндиләр билән тул аялларни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди. \v 42 Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип, нурғун кишиләр Рәбгә етиқат қилди. \f □ \fr 9:42 \fr*\ft \+bd «Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип...»\+bd* — мошу йәрдә «Йоппа» Йоппа (Җаффа) шәһириниң әтрапидики пүткүл йәрләрни көрсәтсә керәк. (һазирқи исми «Хайфа»).\ft*\f* \v 43 Шундақ болдики, Петрус Йоппада Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә узун күнләр турди. \b \b \m \c 10 \s1 Римлиқ йүз бешиға пәриштиниң көрүнүши \m \v 1 Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у \add Рим\add* қошунидики «Италийәликләр» қисминиң йүз беши еди. \v 2 У ихласмән адәм болуп, өзи вә пүткүл өйидикилири Худадин қорқатти. У мәртлик билән намратларға хәйр-сахавәт қилип, дайим Худаға дуа-тилавәт қилатти.\f □ \fr 10:2 \fr*\ft \+bd «\+bd*\+bdit Корнилий\+bdit* ихласмән адәм болуп, өзи вә пүткүл өйидикилири Худадин қорқатти...» — Корнилий бәлким синагогқа қатнашқан «Худадин қорққучи» дәп аталған ят әлликләрдин бири еди. Гәрчә Йәһудийларниң римлиқларға хуши болмисиму, у етиқати түпәйлидин Йәһудий намратларға шундақ хәйрлик ишларни қилатти.\ft*\f* \v 3 Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, у ғайипанә бир көрүнүштә Худаниң бир пәриштисиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Пәриштә уни: \m — Корнилий! — дәп чақирди.\f □ \fr 10:3 \fr*\ft \+bd «чүштин кейин саат үчләрдә»\+bd* — Қанаан (Пәләстин) вақти билән «саат тоққузларда».\ft*\f* \m \v 4 Корнилий униңға көзлирини тикип қаттиқ чөчүп: \m — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. \m Пәриштә униңға: \m — Сениң дуалириң вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк берип йәтти. \v 5 Әнди сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. \v 6 У Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Симонниң өйи деңиз бойида, — деди. \m \v 7 Униңға сөзлигән пәриштә кәткәндин кейин, Корнилий өйдики хизмәтчиләрдин иккини вә дайим йенида туруп хизмәт қилғучилар ичидики ихласмән бир ләшкәрни чақирди. \v 8 Барлиқ ишларни чүшәндүргәндин кейин, уларни Йоппаға әвәтти. \b \m \s1 Худаниң Петрусқа вәһий бериши \m \v 9 Әтиси улар сәпәр қилип шәһәргә йеқинлашқанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти. \f □ \fr 10:9 \fr*\ft \+bd «чүш вақти»\+bd* — ибранийларниң вақти билән «саат алтидә».\ft*\f* \x + \xo 10:9 \xo*\xt 2Пад. 4:33; Мат. 6:6.\xt*\x* \v 10 Униң қосиғи ечип кетип, бир нәрсә йәй деди. Бирақ улар ғиза тәйярлаватқанда, ғайипанә бир аламәт Петрусни орувалди. \v 11 У асман ечилип, төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшүрүлүватқан кәң дәстихандәк бир нәрсини көрди. \v 12 Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар еди. \v 13 Униңға бир аваз аңланди: — \m «Орнуңдин тур, Петрус, улардин союп йә!» \m \v 14 — Яқ, Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән! — деди Петрус.\f □ \fr 10:14 \fr*\ft \+bd «Яқ. Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән!»\+bd* — дәстихандики һәр хил һайванлар ичидә Тәврат қануни һарам дәп бекиткән нурғун җаниварлар болса керәк еди.\ft*\f* \x + \xo 10:14 \xo*\xt Лав. 11:4; Қан. 14:7.\xt*\x* \m \v 15 Аваз иккинчи қетим келип униңға: \m — Худа һалал дәп паклиғанни сән һарам демә! — дейилди.\x + \xo 10:15 \xo*\xt Мат. 15:11; Рим. 14:17,20; 1Тим. 4:4; Тит. 1:15.\xt*\x* \m \v 16 Бу иш үч қетим йүз берип, андин дәстихандәк болған шу нәрсә дәрһал асманға елип чиқип кетилди. \m \v 17 Петрус көргән ғайипанә аламәтниң мәнаси тоғрисида қаймуқуп турғанда, мана Корнилий әвәткән кишиләр Симонниң өйини тепип, дәрваза алдида туратти. \m \v 18 Улар бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди.\f □ \fr 10:18 \fr*\ft \+bd «Улар \+bd*\+bdit , йәни Корнилий әвәткән кишиләр\+bdit* бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди» — 18-21-айәтләрдин қариғанда, дәсләптә һеч ким мошу адәмләрниң соалиға җавап бәрмиди. Йәһудий қериндашлар дәрвазиниң сиртида бир нәччә римлиқларниң, җүмлидин бир римлиқ әскәрниң Петрус тоғрилиқ сораватқанлиғини көрүп, бәлким җавап бериштин бир аз қорққан болуши мүмкин еди.\ft*\f* \m \v 19 Петрус техичә шу ғайипанә аламәтниң мәнаси үстидә ойлиниватқанда, Роһ униңға: \m — Мана, сени үч адәм издәп кәлди. \f □ \fr 10:19 \fr*\ft \+bd «Мана, Роһ униңға: — Мана, сени үч адәм издәп кәлди... деди»\+bd* — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһи.\ft*\f* \v 20 Орнуңдин тур, пәскә чүш, һеч иккиләнмәй улар билән биллә барғин. Чүнки уларни әвәткүчи Мән! — деди. \m \v 21 Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: \m — Силәр издигән киши мана мән болимән. Бу йәргә келиш сәвәвиңлар немекин? — деди. \m \v 22 Улар җававән: — Һәққаний бир адәм, Худадин қорқидиған, шундақла пүткүл Йәһудий хәлқи тәриплигән Корнилий исимлиқ римлиқ йүз беши муқәддәс бир пәриштә тәрипидин сизни өйигә чақиртип, сиздин сөз-калам аңлашқа әмир қилинған! — деди. \m \v 23 Шуңа Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. \m Әтиси орнидин туруп у улар билән биллә йолға чиқти. Йоппадики қериндашлардин бәзилири уларға һәмраһ болуп маңди. \v 24 Иккинчи күни, улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Әнди Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә чақирип, Петрусларни тәққәзарлиқ билән күтүп туратти. \v 25 Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди. \v 26 Лекин Петрус \add дәрһал\add* уни йөләп турғузуп: \m — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.\x + \xo 10:26 \xo*\xt Рос. 14:14; Вәһ. 19:10; 22:9.\xt*\x* \m \v 27 У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди. \v 28 У уларға: \m — Силәргә мәлумки, биз Йәһудийларниң ят әлликләрдин бириси билән барди-кәлди қилиши яки өйлиригә кириши Тәврат қанун-әқидилиримизгә хилап. Лекин Худа маңа һеч қандақ адәмни напак яки һарам демәслигим керәклигини аян қилди. \x + \xo 10:28 \xo*\xt Мис. 23:32; 34:15; Қан. 7:2; Юһ. 4:9; 18:28; Рос. 11:3; 15:8; Әф. 3:6.\xt*\x* \v 29 Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, һеч рәт қилмай алдиңларға кәлдим. Әнди сорай, мени немә дәп чақирдиңлар? — деди. \m \v 30 Корнилий мундақ деди: \m — Төрт күнниң алдида бүгүнки мошу вақитқичә роза тутқан едим; саат үчләрдә мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир адәм алдимда пәйда болуп өрә турди: \f □ \fr 10:30 \fr*\ft \+bd «саат үчләрдә»\+bd* — ибранийларниң вақти билән «саат тоққузларда». Бәзи кона көчүмиләрдә «роза туттум» дегән сөзләр тепилмайду.\ft*\f* \v 31 «Корнилий! Дуайиң иҗабәт қилинди вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк йәтти. \x + \xo 10:31 \xo*\xt Мат. 28:3; Мар. 16:5; Луқа 24:4.\xt*\x* \v 32 Шуңа Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У деңиз бойида олтирақлуқ Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду» деди. \v 33 Шуниң үчүн, дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири күлбәмгә келип яхши қилдила! Әнди биз һәммәйлән Худа өзлиригә әмир қилған барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида һазир туруватимиз. \b \m \s1 Худа ят әлләргиму ниҗат ата қилиду \m \v 34-35 Петрус ағзини ечип мундақ деди: \m — Бәрһәқ, мән Худани һеч қандақ адәмгә йүз-хатирә қилмайду, дәп чүшинип йәттим; бәлки һәр әлдин болғанлар ичидә Униңдин қорқидиған вә һәққанийәт жүргүзидиған киши болсила, Униң алдида мәқбулдур. \x + \xo 10:34-35 \xo*\xt Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17.\xt*\x* \v 36 Худа Исраил хәлқигә йәткүзгән сөз-калам, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ (у пүткүл мәвҗудаларға Рәбдур) енақ-җатирҗәмлик җакаланған хуш хәвәр силәргә мәлумғу; \x + \xo 10:36 \xo*\xt Йәш. 9:5; 52:7; Юһ. 16:33; Рим. 5:1; Кол. 1:20.\xt*\x* \v 37-38 Силәрниңму Йәһя \add пәйғәмбәр\add* чөмүлдүрүш чақириқини йәткүзгәндин тартип, Галилийәдин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида Насарәтлик Әйса тоғрилиқ гувалиқтин — йәни Худаниң қандақ қилип уни Муқәддәс Роһ вә күч-қудрәт билән мәсиһлигәнлиги, шуниң билән у һәммә йәрни кезип, яхши әмәлләрни қилип, Иблисниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтқанлиғидин хәвириңлар бардур. Чүнки Худа униң билән биллә еди. \x + \xo 10:37-38 \xo*\xt Йәш. 8:23; 9:1; Мат. 4:12; Мар. 1:14,38, 39; Луқа 4:14; Зәб. 44:8; Йәш. 61:1; Луқа 4:18.\xt*\x* \v 39 Бизму униң һәм Йәһудийларниң зиминида һәм Йерусалимда қилған пүтүн әмәллириниң гувачилири. Улар уни яғачқа есиши биләнму өлтүрди. \f □ \fr 10:39 \fr*\ft \+bd «Йәһудийларниң зимини»\+bd* — Йәһудийә. \+bd «улар уни яғачқа есип өлтүрди»\+bd* — грек тилида «улар уни дәрәқтә есип өлтүрди».\ft*\f* \v 40-41 Бирақ үчинчи күни, Худа уни қайта тирилдүрүп намайән қилди. Бирақ һәммә кишиләргә әмәс, пәқәт Худа Өзи алди билән таллиған гувачилар, йәни у өлүмдин тирилгәндин кейин униң билән һәмдәстихан болған бизләрниң аримизда намайән қилди. \f □ \fr 10:40-41 \fr*\ft \+bd «... униң билән һәмдәстихан болған бизләр...»\+bd* — грек тилида «...униң билән йегән вә ичкән бизләр...».\ft*\f* \x + \xo 10:40-41 \xo*\xt Мар. 16:14; Луқа 24:34; Юһ. 20:19; Рос. 2:24; 1Кор. 15:5.\xt*\x* \v 42 У бизгә хәлиққә хуш хәвәр йәткүзүшни вә өзиниң Худа тәрипидин тирикләр вә өлгәнләрниң сорақчиси қилинип тайинланғүчи екәнлигини җакалашни әмир қилди. \x + \xo 10:42 \xo*\xt Мат. 28:19; Мар. 16:15; Юһ. 15:16; Рос. 17:31.\xt*\x* \v 43 Барлиқ пәйғәмбәрләр униңға гувалиқ беридуки, һәр ким униңға етиқат қилған болса униң нами арқилиқ гуналири кәчүрүм қилиниду.\x + \xo 10:43 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20; Рос. 15:9.\xt*\x* \m \v 44 Петрус техи бу сөзләрни қиливатқанда, Муқәддәс Роһ сөз-каламни аңлаватқан һәммә кишигә чүшти. \x + \xo 10:44 \xo*\xt Рос. 8:17.\xt*\x* \v 45 Петрус билән биллә кәлгән хәтнилик болған ишәнгүчиләрниң һәр бири Муқәддәс Роһниң ят әлләрдикиләргиму ата қилинип төкүлгәнлигини көрүп бәк һәйран болушти. \f □ \fr 10:45 \fr*\ft \+bd «хәтнилик болған ишәнгүчиләр»\+bd* — (Йоппадин кәлгән) Йәһудийларни көрситиду. \+bd «ят әлләрдикиләргә»\+bd* — демәк, Йәһудий әмәсләргә.\ft*\f* \v 46 Чүнки уларниң \add карамәт намәлум\add* тилларда сөзлишип Худани улуқлиғанлиғини аңлиди. Шуңа Петрус:\x + \xo 10:46 \xo*\xt Мар. 16:17; Рос. 2:4.\xt*\x* \m \v 47 — Мошу кишиләр бизгә охшаш Муқәддәс Роһни қобул қилғучи болған болса, ким уларниң суға чөмүлдүрүшни қобул қилишини тосалисун?! — деди.\x + \xo 10:47 \xo*\xt Рос. 8:36; 11:17.\xt*\x* \m \v 48 Шуниң билән у уларниң Рәбниң намида чөмүлдүрүлүшини буйруди. Андин улар Петрусниң улар билән бир нәччә күн турушини өтүнди. \b \b \m \c 11 \s1 Петрусниң «ят әлликләр»ниң чөмүлдүрүлүшини ақлиши \m \v 1 Расуллар вә пүткүл Йәһудийәдики башқа қериндашлар \add ят\add* әлликләрниңму Худаниң сөз-каламини қобул қилғанлиғини аңлиди. \v 2 Шуңа, Петрус Йерусалимға қайтқанда, хәтнилик болған \add ишәнгүчиләр\add* уни әйипкә буйруп: \f □ \fr 11:2 \fr*\ft \+bd «Йерусалимға қайтқанда»\+bd* — грек тилида «Йерусалимға чиққанда».\ft*\f* \m \v 3 — Сән хәтнә қилинмиған адәмләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болдуң?! — деди.\x + \xo 11:3 \xo*\xt Мис. 23:32; 34:15; Қан. 7:2; Юһ. 18:28.\xt*\x* \m \v 4 Бирақ Петрус пүтүн ишни баштин-ахириғичә уларға бир-бирләп чүшәндүрүп \v 5 мундақ деди: \m — Йоппа шәһиридә дуа қиливатқинимда, ғайипанә көрүнүш мени оривелип, бир аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтиди.\x + \xo 11:5 \xo*\xt Рос. 10:9.\xt*\x* \v 6 Униңға көз тикип қарисам, ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар екән. \v 7 Андин: «Орнуңдин тур Петрус, улардин союп йә!» дегән бир авазни аңлидим. \v 8 Мән: «Яқ Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак яки һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.\x + \xo 11:8 \xo*\xt Лав. 11:4; Қан. 14:7.\xt*\x* \v 9 Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дәп паклиған нәрсини сән һарам демә!» дегән аваз аңланди. \v 10 Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахир буларниң һәммиси асманға қайтидин тартип кетилди. \v 11 Мана дәл шу чағда, Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң алдиға кәлди. \v 12 Муқәддәс Роһ мени һеч иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйруди. Мошу алтә қериндашму мән билән биллә барди. \add Қәйсәрийәгә йетип келип\add*, һелиқи адәмниң өйигә кирдуқ. \f □ \fr 11:12 \fr*\ft \+bd «һеч иккиләнмәй улар билән биллә бериш...»\+bd* — яки «(Йәһудий яки Йәһудий әмәсләрни) һеч айримай улар билән биллә бериш...». \+bd «мошу алтә қериндаш»\+bd* — шүбһисизки Йоппа шәһиридин кәлгән алтә қериндашниң шу чағда Петрусниң һәмраһлиғида болғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 11:12 \xo*\xt Рос. 10:19; 15:7.\xt*\x* \v 13 Бу киши бизгә өзиниң өйидә пайда болуп турған бир пәриштини қандақ көргәнлигини ейтти. Пәриштә униңға: «сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ бир адәмни чақиртип кәл, \v 14 у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән.\f □ \fr 11:14 \fr*\ft \+bd «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән»\+bd* — грек тилида «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә қутқузуш васитә болған бир нәччә сөзләрни ейтип бериду».\ft*\f* \m \v 15 Мән гәпни башлиғинимда, Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк, уларғиму чүшти. \f □ \fr 11:15 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк»\+bd* — расул Петрусниң «башта» дегән сөзидин ениқки, у вә башқа етиқатчиларға нисбәтән Муқәддәс Роһниң өзлиригә кәлгәнлиги толуқ бир йеңи башлиниш болған еди.\ft*\f* \v 16 Шу чағда, Рәбниң сөз-каламини, йәни: «Йәһя кишиләрни суға чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлисиләр» дегинини есимгә алдим. \x + \xo 11:16 \xo*\xt Йәш. 44:3; Йо. 2:28-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 2:4; 19:4.\xt*\x* \v 17 Шуңа, әгәр Худа әнди мошуларға биз Рәб Әйса Мәсиһкә етиқат қилғинимиздин кейин бизгә бәргән илтипатқа охшаш илтипат ата қилған болса, Худани тосалғидәк мән зади ким едим?\x + \xo 11:17 \xo*\xt Рос. 15:9.\xt*\x* \m \v 18 Улар бу сөзләрни аңлиғанда, әйипләштин тохтап, Худаға мәдһийә оқуп: \m — Бәрһәқ, Худа әлләргиму һаятлиққа елип баридиған товва қилишни несип қипту! — дейишти. \b \m \s1 Антакя шәһиридики етиқатчилар \m \v 19 У чағда, Истипанниң иши билән зиянкәшликкә учрап һәр қайси җайларға тарқилип кәткәнләр Фәникийә райони, Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайларғичә йетип берип, бу җайларда сөз-каламни пәқәт Йәһудийларғила йәткүзәтти. \f □ \fr 11:19 \fr*\ft \+bd «зиянкәшликкә учрап...»\+bd* — грек тилида «азап-оқубәтләргә учрап...». \+bd «Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайлар...»\+bd* — бу Антакя «Сурийәдики Антакя» еди.\ft*\f* \x + \xo 11:19 \xo*\xt Рос. 8:1, 4.\xt*\x* \v 20 Лекин улардин Сипрус арили вә Курини шәһиридин кәлгән бәзиләр Антакя шәһиригә барғанда, Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди. \f □ \fr 11:20 \fr*\ft \+bd «.. Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди»\+bd* — «Грекләр» «Йәһудий әмәсләр» еди, әлвәттә.\ft*\f* \v 21 Рәбниң қоли улар билән биллә болуп, толиму нурғун кишиләр ишинип товва қилип Рәбгә бағланди.\f □ \fr 11:21 \fr*\ft \+bd «...товва қилип Рәбгә бағланди»\+bd* — грек тилида «...(«өз йолидин») бурулуп Рәбгә бағланди».\ft*\f* \x + \xo 11:21 \xo*\xt Рос. 2:47; 5:14.\xt*\x* \m \v 22 Бу хәвәр Йерусалимдики җамаәтниң қулиқиға йетип кәлди. Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти. \f □ \fr 11:22 \fr*\ft \+bd «... Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти»\+bd* — мәхсити бәлким, әһвални билип беқип, һәқиқий етиқатчилар болса уларни риғбәтләндүрүш еди.\ft*\f* \v 23 Барнабас йетип берип, Худаниң меһри-шәпқитини көрүп, хошал болди. У уларниң һәммисини җан-дилидин қәтъийлик билән Рәбгә чиң бағлинишқа риғбәтләндүрди. \f □ \fr 11:23 \fr*\ft \+bd «Барнабас ... Худаниң меһри-шәпқитини көрди...»\+bd* — бу дегәнликниң бәлким көп җәһәтлири бардур: — (1) адәмләр һәқиқәтән товва қилип рәбгә бағланса бу шүбһисизки, Худаниң меһри-шәпқитиниң зор нәтиҗисидур; (2) Худаниң меһри-шәпқити билән етиқатчиларда һәр хил мевә — муһәббәт, хошаллиқ, хатирҗәмлик қатарлиқлар пәйда болиду; (3) җамаәтниң өсүши вә көпийиши пәқәт Худаниң меһри-шәпқити биләнла болиду.\ft*\f* \x + \xo 11:23 \xo*\xt Рос. 13:43; 14:22.\xt*\x* \v 24 Чүнки у Муқәддәс Роһқа вә иман-ишәшкә толдурулған болуп, яхши бир адәм еди. Шуниң билән зор бир топ адәмләр Рәбгә қошулди.\x + \xo 11:24 \xo*\xt Рос. 4:36; 6:5.\xt*\x* \m \v 25 Шуниң билән Барнабас Тарсус шәһиригә Саулни издәп барди. \x + \xo 11:25 \xo*\xt Рос. 9:27.\xt*\x* \v 26 Уни тепип Антакяға елип кәлди; шундақ болдики, иккилән җамаәт билән биллә сақ бир жил жиғилип, нурғун адәмгә тәлим бәрди. Мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди.\f □ \fr 11:26 \fr*\ft \+bd «мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди»\+bd* — «Христианлар» дегән сөз бәлким авал «хрестос» («ахмақ» дегән мәнидә) дегән сөздин кәлгән мәсқирә характеридики сөз болуши мүмкин; лекин ахир берип асасий мәнаси яхши чиқти, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучиниң (Мәсиһниң) адәмлири» («Мәсиһ» болса ибраний тилида «Машияһ» — грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи»).\ft*\f* \m \v 27 У күнләрдә бәзи пәйғәмбәрләр Йерусалимдин Антакяға чүшүп кәлди. \v 28 Булардин Агабус исимлиқ бирәйлән оттуриға чиқип, Роһниң вәһийини йәткүзүп, қаттиқ бир ачарчилиқниң пүткүл дунияни басидиғанлиғини алдин-ала ейтти (бу ачарчилиқ дәрвәқә «Клавдиюс Қәйсәр» һөкүм сүргән вақитта йүз бәрди). \f □ \fr 11:28 \fr*\ft \+bd «Агабус... Роһниң Вәһийи билән ... алдин-ала ейтти»\+bd* — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 11:28 \xo*\xt Рос. 21:10.\xt*\x* \v 29 Буниң билән \add Антакядики\add* мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди. \f □ \fr 11:29 \fr*\ft \+bd «Буниң билән Антакядики мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди»\+bd* — немишкә улар Йәһудийәдики қериндашларға алаһидә ярдәм әвәтмәкчи? (1) Йәһудий қериндашлар авал Худаниң хизмитини алға сүртүш үчүн көп йәрләрни сетивәткән еди («Рос.» 2-бап); (2) Йерусалим вә Йәһудийә өлкисидә болған зиянкәшлик бәк еғир болғачқа, етиқатчиларниң иқтисадий зийини бәлким аз әмәс еди.\ft*\f* \v 30 Улар бу қарарни ада қилип, сәдиқини Барнабас вә Саулниң қоли арқилиқ \add Йәһудийәдики җамаәт\add* ақсақаллириға йәткүзүп бәрди.\x + \xo 11:30 \xo*\xt Рос. 12:25.\xt*\x* \b \b \m \c 12 \s1 Техиму көп зиянкәшликләр \m \v 1 Шу чағларда, Һерод падиша җамаәттикиләрдин бәзилиригә зиянкәшлик қилмақчи болуп уларға қол салди.\f □ \fr 12:1 \fr*\ft \+bd «Һерод падиша»\+bd* — бу Һерод «Һерод Агриппа (И)» еди. Һеродлар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.\ft*\f* \v 2 У Юһаннаниң акиси Яқупни қиличлап өлтүрди.\x + \xo 12:2 \xo*\xt Мат. 4:21.\xt*\x* \v 3 Өзиниң бу қилған ишиниң Йәһудийларға яққанлиғини көрүп, у Петрусниму тутқун қилдуруди (шу чағда «петир нан һейти» мәзгили еди). \v 4 Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, төрт ләшкәр бир гуруппа қилинған төрт қараввул топиға тапшурди. Пасха һейттин кейин, Һерод уни халайиқ алдида сорақ қилмақчи еди.\f □ \fr 12:4 \fr*\ft \+bd «Пасха һейт»\+bd* — йәни «өтүп кетиш һейти».\ft*\f* \x + \xo 12:4 \xo*\xt Юһ. 21:18.\xt*\x* \v 5 Шуңа Петрус зинданда тутуп қелинди. Лекин җамаәт Худаға җан-дил билән униң үчүн дуа қилишивататти. \b \m \s1 Петрусниң зиндандин қутқузулуши \m \v 6 Әнди Һерод уни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси, Петрус икки зәнҗир билән бағлақлиқ пети, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти; ишикниң сиртидиму бир нәччә қаравул зинданни күзәт қиливататти. \v 7 Вә туюқсиз Рәбниң бир пәриштиси көрүнүп, бир нур камерни йорутти. Пәриштә Петрусниң биқиниға ноқуп: \m — Тез тур! — дәп ойғатти. Униң қоллиридики зәнҗир шу һаман бошап чүшүп кәтти.\x + \xo 12:7 \xo*\xt Рос. 5:19; 16:26.\xt*\x* \v 8 Пәриштә униңға: \m — Белиңни бағливал! Кәшиңниму кий! — деди. Петрус униң дегинини қилди. Андин у: \m — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң! — деди. \m \v 9 Петрус униңға әгишип \add камердин\add* чиқти. Бирақ у пәриштиниң вастиси билән болуватқан бу ишларниң растлиғини билмәй, бәлки бир ғайипанә көрүнүш көрүптимән, дәп ойлавататти. \v 10 Улар биринчи вә иккинчи күзәттин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза улар үчүн өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочидин өткәндә, пәриштә туюқсиз униң йенидин кәтти. \m \v 11 Шу чағда, Петрус есигә келип, өз-өзигә: «Дәрвәқә әнди Рәб Өз пәриштисини әвәтип, мени Һеродниң қолидин вә Йәһудий хәлқиниң күткәнлириниң һәммисидин қутқузупту, дәп билдим» — деди. \m \v 12 Һәқиқий әһвални чүшинип йәткәндә, у Маркус дәпму атилидиған Юһаннаниң аниси Мәрйәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип дуа-тилавәт қиливататти. \v 13 У дәрвазиниң ишигини қаққанда, Рода исимлиқ бир дедәк авазни аңлап чиқти. \v 14 У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикни ечишқиму үлгүрмәй жүгүрүп келип, һәммәйләнгә: \m — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди. \m \v 15 Лекин улар: — Сараң болуп қалдиңғу! — дейишти. Бирақ у: — Раст шундақ, дәп турувалди. Улар: \m — У униң пәриштиси болса керәк! — дейишти.\f □ \fr 12:15 \fr*\ft \+bd «У униң пәриштиси болса керәк»\+bd* — улар «өлгән Петрусниң роһи» яки «Петрусни алаһидә қоғдайдиған бир пәриштә» дәп ойлап қалған болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 16 Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти. \v 17 Петрус уларға үн чиқармаслиққа қол ишарити қилип, уларға Рәбниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини ейтип бәрди. Андин кейин, у: \m — Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар, — дәп, өзи у йәрдин башқа йәргә кәтти.\f □ \fr 12:17 \fr*\ft \+bd «Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар»\+bd* — «Яқуп» мошу йәрдә Рәб Әйсаниң иниси болған Яқупни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 12:17 \xo*\xt Рос. 13:16; 19:33; 21:40.\xt*\x* \m \v 18 Таң атқанда, қаравуллар Петрус зади немә болди дәп сарисимигә чүшти. \v 19 Һерод уни издәп униң из-деригини тапалмиғачқа, қаравулларни сорақ қилип, уларни өлүмгә мәһкүм қилишни буйруди. Бу иштин кейин, у Йәһудийәдин чүшүп Қәйсәрийә шәһиригә берип шу йәрдә турди. \b \m \s1 Һерод Агриппа ханниң өлүми \m \v 20 Әслидә Һерод \add хан\add* билән Тур вә Зидондикиләр арисида қаттиқ җедәл бар еди. Һалбуки, Тур вә Зидондикиләр бирлишип, Һеродниң алдиға кәлди. Униң билән яришивелиш үчүн улар алди билән ханниң Биластус исимлиқ шәхсий ғоҗидарини өзлиригә яр-йөләк болушқа қайил қилған еди. Чүнки бу жуттикиләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алатти. \m \v 21 Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һерод шаһанә тонлирини кийип, сорақ тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди. \f □ \fr 12:21 \fr*\ft \+bd «Һерод... уларға нутуқ сөзлиди»\+bd* — яки «Һерод... уларни әйипләп нунуқ сөзлиди». Грек тилида «нутуқ сөзләш» дегән бу сөзниң бәзидә «әйипләш» дегән пуриғи бар.\ft*\f* \v 22 Аңлиған хәлиқ: \m — Бу адәмниң авази әмәс, бәлки бир илаһниң авазидур! — дәп вақирашти. \m \v 23 Шуан Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси ханни урди; чүнки у шан-шәрәпни Худаға беғишлимиди. \m Нәтиҗидә, у қурутқа йәм болуп өлди. \v 24 Амма Худаниң сөз-калами давамлиқ бәрқ уруп кеңәйди. \f □ \fr 12:24 \fr*\ft \+bd «амма Худаниң сөз-калами давамлиқ бәрқ уруп кеңәйди»\+bd* — демәк, униңға етиқат қилғучиларниң сани көпәймәктә еди.\ft*\f* \x + \xo 12:24 \xo*\xt Йәш. 55:11; Рос. 6:7.\xt*\x* \v 25 Барнабас билән Саул Йерусалимда сәдиқилирини тапшуруш хизмитини ада қилғандин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Маркус дәпму атилидиған Юһаннани биллә елип барди. \b \b \m \c 13 \s1 Муқәддәс Роһниң Барнабас билән Саулни әвәтиши \m \v 1 Антакядики җамаәт ичидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнабас, «Қара» дәпму атилидиған Шимеон, Куринилик Лукиус, Һерод хан билән биллә чоң болған Манаән вә Сауллар еди.\f □ \fr 13:1 \fr*\ft \+bd ««қара» дәпму атилидиған Шимеон»\+bd* — грек тилида ««негир» дәпму атилидиған Шимеон». «Негир» дегән мәнаси «қара». \+bd «Һерод хан»\+bd* — мошу айәттә «хан» грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «Тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «Тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән; шуниң үчүн Һеродлар Понтий Пилатусқа бойсунуши керәк еди.\ft*\f* \x + \xo 13:1 \xo*\xt Рос. 14:26.\xt*\x* \v 2 Улар Рәбниң ибадитидә болуп роза тутуватқан бир мәзгилдә, Муқәддәс Роһ уларға: \m — Барнабас билән Саулни Мән уларни қилишқа чақирған хизмәт үчүн Маңа айрип қоюңлар, — деди.\x + \xo 13:2 \xo*\xt Мат. 9:38; Рос. 9:15; 22:21; Рим. 1:1; 10:15; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11; Ибр. 5:4.\xt*\x* \m \v 3 Шуниң билән, улар йәнә роза тутуп дуа қилғандин кейин, иккиләнниң үстигә қоллирини тәккүзүп узитип қойди.\x + \xo 13:3 \xo*\xt Рос. 6:6; 8:15; 19:6.\xt*\x* \b \m \s1 Барнабас билән Саул Сипруста \m \v 4 Улар Муқәддәс Роһ тәрипидин әвәтилгән болуп, Сәлюкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә чиқип Сипрус арилиға қарап йолға чиқти. \v 5 Саламис шәһиригә йетип келип, улар Йәһудийларниң синагоглирида Худаниң сөз-каламини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна уларниң ярдәмчиси еди.\f □ \fr 13:5 \fr*\ft \+bd «Юһанна уларниң ярдәмчиси еди»\+bd* — йәни Маркус дәпму аталған Юһанна.\ft*\f* \x + \xo 13:5 \xo*\xt Рос. 12:25.\xt*\x* \v 6 Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә Барйәшуа исимлиқ бир киши билән учришип қалди. У сеһиргәр болуп, сахта пәйғәмбәр болған бир Йәһудий еди.\x + \xo 13:6 \xo*\xt Рос. 8:9; 19:13.\xt*\x* \v 7 У киши бу \add аралниң\add* римлиқ валийиси Сергиюс Павлусниң һәмраһи еди. Валий уқумушлуқ бир киши болуп, Барнабас билән Саулни чақиртип, Худаниң сөз-каламини аңлимақчи болди. \v 8 Лекин һелиқи сеһиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, «сеһиргәр» дегән мәнидә) уларға қарши чиқип, валийниң райини етиқаттин қайтурушни урунмақта еди. \v 9 Бирақ Муқәддәс Роһқа толдурулған Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду) һелиқи сеһиргәргә тикилип қарап \f □ \fr 13:9 \fr*\ft \+bd «Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду)...»\+bd* — «Павлус» латинчә исим болуп, мәнаси бәлким «кичик». Саул Муқәддәс Роһ тәрипидин Йәһудий әмәсләрниң хизмитидә болушқа чақирилғачқа, у мошу йәрдин башлап өзи үчүн бу латинчә исим ишлитишкә башлайду.\ft*\f* \v 10 униңға: \m — Әй, қәлбиң һәр хил һейлигәрлик вә алдамчилиқ билән толған Иблисниң оғли, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини! Пәрвәрдигарниң түз йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?! \v 11 Әнди Рәбниң қоли үстүңгә чүшти! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. \m Шуан, бир хил туман вә қараңғулуқ уни басти. У йолни силаштуруп, кишиләрдин мени қолумдин йетиләңлар, дәп илтиҗа қилатти. \v 12 Йүз бәргән ишни көргән валий Рәбниң тәлимигә қаттиқ һәйран болуп, Униңға етиқат қилди. \b \m \s1 Павлусниң бир синагогта Рәбниң тәлимини бериши \m \v 13 Павлус билән униң һәмраһлири кемигә чиқип, Пафостин Памфилийә өлкисидики Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти. \f □ \fr 13:13 \fr*\ft \+bd «У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти»\+bd* — мошу «Юһанна» болса Юһанна Маркус еди.\ft*\f* \x + \xo 13:13 \xo*\xt Рос. 15:38.\xt*\x* \v 14 Павлуслар болса Пәргә шәһиридин чиқип, давамлиқ меңип Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, шабат күни синагогқа кирди. \v 15 Тәврат қисимлиридин вә пәйғәмбәрләрниң язмилиридин оқулғандин кейин, синагогниң чоңлири уларни чақиртип: \m — Қериндашлар, әгәр халайиққа бирәр несиһәт сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди. \m \v 16 Павлус орнидин туруп, қол иширити қилип, халайиққа мундақ деди: \m — Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар, қулақ селиңлар! \f □ \fr 13:16 \fr*\ft \+bd «Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар... »\+bd* — «Худадин қорққанлар» дегән турақлиқ ибарә Тәврат етиқатида болған «ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ни көрситиду. Хәтнә қобул қилмиған болсиму, уларға синагогқа қатнишишқа рухсәт берилгән .\ft*\f* \x + \xo 13:16 \xo*\xt Рос. 12:17; 19:33; 21:40.\xt*\x* \v 17 Бу Исраил хәлқиниң Худаси ата-бовилиримизни таллиди; улар Мисирда мусапир болуп яшиған вақитларда уларни улуқ қилди, Өзиниң егиз көтәргән билиги билән уларни Мисирдин қутқузуп чиқти. \x + \xo 13:17 \xo*\xt Мис. 1:1.\xt*\x* \v 18 У чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди \x + \xo 13:18 \xo*\xt Мис. 16:35; Чөл. 14:34; Зәб. 94:10.\xt*\x* \v 19 андин Қанаан зиминидики йәттә әлни йоқитип, уларниң зиминлирини уларға мирас қилип бәрди. \x + \xo 13:19 \xo*\xt Йә. 14:2.\xt*\x* \v 20 Бу ишларға алди-кәйни болуп тәхминән төрт йүз әллик жил кәтти. Кейин, таки Самуил пәйғәмбәр оттуриға чиққичә, у уларға батур һакимларни тикләп бәрди. \x + \xo 13:20 \xo*\xt Һак. 2:16; 3:9.\xt*\x* \v 21 Андин улар бизгә бир падишани бәрсикән, дәп \add Самуил пәйғәмбәрдин\add* тилиди. Шуниң билән Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни тикләп бәрди. У қириқ жил һөкүм сүрди. \x + \xo 13:21 \xo*\xt 1Сам. 8:5; 9:15; 10:15; Һош. 13:11.\xt*\x* \v 22 Бирақ \add Худа\add* Саулни сәлтәнитидин чүшүрүп, уларға Давутни падиша қилип турғузуп бәрди. Худа униң һәққидә гувалиқ берип: «Көңлүмдикидәк бир адәмни, йәни Йәссәниң оғли Давутни таптим. У Мениң толуқ ирадәмгә әмәл қилиду», — деди. \x + \xo 13:22 \xo*\xt 1Сам. 13:14; 16:12; Зәб. 88:20-30; Рос. 7:45.\xt*\x* \v 23 Өзи вәдә қилғандәк Худа бу адәмниң нәслидин Исраил хәлқигә бир Қутқузғучи тикләп бәрди — у болса Әйсаниң өзидур! \m \v 24 У хәлиқниң оттурисиға чиқиштин алввал, Йәһя \add пәйғәмбәр\add* чиқип, барлиқ Исраил хәлқини товва қилишни \add билдүридиған\add* чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар, дәп җакалиди. \x + \xo 13:24 \xo*\xt Мат. 3:1; Мар. 1:2; Луқа 3:2; Юһ. 3:23.\xt*\x* \v 25 Йәһя \add пәйғәмбәр\add* вәзипини тамамлиғанда, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәп билисиләр? Мән силәр күткән зат әмәсмән. Бирақ мана, мәндин кейин бириси келиду, мән һәтта униң аяқ кәшлирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»\f □ \fr 13:25 \fr*\ft \+bd «Мән силәр күткән зат әмәсмән»\+bd* — грек тилида: «Мән «у» әмәсмән» яки «Мән «шу зат» әмәсмән».\ft*\f* \x + \xo 13:25 \xo*\xt Мат. 3:11; Юһ. 1:20.\xt*\x* \v 26 Әй қериндашлар, Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар, бу ниҗатлиқниң сөз-калами силәргә әвәтилди! \f □ \fr 13:26 \fr*\ft \+bd «... Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар...»\+bd* — «Худадин қорққанлар» — 16-айәт вә изаһатниң көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:26 \xo*\xt Мат. 10:6; Рос. 3:26; 13:46.\xt*\x* \v 27 Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири \add Әйсани\add* тонумай, униң үстидин гунакар дәп һөкүм чиқарғини билән, һәр шабат күни оқулидиған пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди. \f □ \fr 13:27 \fr*\ft \+bd «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири Әйсани тонумай...»\+bd* — грек тилида: «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири уни тонумай...».\ft*\f* \x + \xo 13:27 \xo*\xt Юһ. 16:3; Рос. 3:17; 1Кор. 2:8; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 28 Гәрчә улар униңдин өлүм җазасиға һөкүм қилишқа тегишлик бирәр гуна тапалмиған болсиму, валий Пилатустин йәнила уни өлүмгә мәһкүм қилишни өтүнди. \x + \xo 13:28 \xo*\xt Мат. 27:20; Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 19:6.\xt*\x* \v 29 Улар \add бу\add* \add ишларни қилип\add* муқәддәс язмиларда униң һәққидә алдин пүтүлгәнләрниң һәммисини \add өзлири билмигән һалда\add* әмәлгә ашурғандин кейин, униң җәситини кресттин чүшүрүп, бир қәбиргә қойди. \v 30 Лекин Худа уни өлүмдин тирилдүрди! \x + \xo 13:30 \xo*\xt Мат. 28:6; Мар. 16:6; Луқа 24:6.\xt*\x* \v 31 Тирилгәндин кейин, у бурун өзи билән Галилийәдин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп күнләр ичидә \add нәччә қетим\add* көрүнүп турди. Бу кишиләр һазир \add Исраил\add* хәлқигә униң гувачилири болуватиду.\x + \xo 13:31 \xo*\xt Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; Рос. 1:3; 1Кор. 15:5.\xt*\x* \m \v 32-33 Бизму ата-бовилиримизға қилинған вәдиниң хуш хәвирини силәргә һазир җакалаймиз — Худа Әйсани \add аримизда\add* тикләп, бу вәдини уларниң әвлатлири болған бизләргә әмәлгә ашурди. Бу һәқтә Зәбурниң иккинчи күйидә алдин-ала мундақ пүтүлгән: «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум». \f □ \fr 13:32-33 \fr*\ft \+bd «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум»\+bd* — «Зәб.» 2:7. Бәзи алимлар, бу бешарәттики «тикләш» дегән сөз униң өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини көрситиду, дәп «тирилдүрүп» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин униң тирилишини көрситидиған бешарәтләрни нәқил кәлтүридиған айәтләр 34-35-айәтләрдур. Шуңа Зәбурдики бу бешарәт («Зәб.» 2:7) униң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.\ft*\f* \x + \xo 13:32-33 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24,25; Зәб. 2:7.\xt*\x* \v 34 Әндиликтә Худаниң Әйсаға чиришни қайта көргүзмәй өлүмдин тирилдүридиғанлиғи һәққидә у \add муқәддәс язмиларда\add* мундақ алдин-ала ейтқан: «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!» \f □ \fr 13:34 \fr*\ft \+bd «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!»\+bd* — «Йәш.» 55:2.\ft*\f* \x + \xo 13:34 \xo*\xt Йәш. 55:3.\xt*\x* \v 35 Шуңа йәнә бу һәқтә йәнә бир айәттә: — «\add И Худа\add*, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән».\f □ \fr 13:35 \fr*\ft \+bd «И Худа, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән»\+bd* — «Зәб.» 15:10. «Сениң муқәддәс Болғучуң» Мәсиһни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 13:35 \xo*\xt Зәб. 15:10; Рос. 2:27\xt*\x* \m \v 36 Чүнки Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип, өз ата-бовилириға қошулуп өлүмдә ухлап униң тени чирип кәткән еди. \f □ \fr 13:36 \fr*\ft \+bd «Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип,...»\+bd* — яки «Давут дәрвәқә өз дәвридә Худаниң муддиа-мәхсәтлири үчүн хизмәт қилип,...». \+bd «униң тени чирип кәткән еди»\+bd* — грек тилида «чиришләрни көрди». 35-айәтни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 13:36 \xo*\xt 1Пад. 2:10; Рос. 2:29.\xt*\x* \v 37 Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди.\f □ \fr 13:37 \fr*\ft \+bd «Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди»\+bd* — «Худа өлүмдин тирилдүргүчи» Әйсани көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \m \v 38 Әнди шуңа силәр шуни билишиңлар керәкки, и қериндашлар, һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду. \f □ \fr 13:38 \fr*\ft \+bd «һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду»\+bd* — «дәл шу киши арқилиқ» Әйса арқилиқ, демәк.\ft*\f* \x + \xo 13:38 \xo*\xt Луқа 24:47; 1Юһа. 2:12\xt*\x* \v 39 Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлардин униңға етиқат қилғучилар у арқилиқ халас қилинип һәққаний қилиниду! \f □ \fr 13:39 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлар»\+bd* — «халас болалмайдиған ишлар» һәртүрлүк ишларни көрситиду; гунаниң илкидин халас болушни өз ичигә елипла қалмай, бәлки Тәврат қанунида бекитилгән түрлүк қурбанлиқ қилиш вә рәсим-қаидиләрдин халас болушни өз ичигә алиду.\ft*\f* \x + \xo 13:39 \xo*\xt Рим. 3:28; 8:3; 10:4; Гал. 2:16; Ибр. 7:19.\xt*\x* \v 40 Шуңа, пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан шу балаю-апәт бешиңларға чүшмәслиги үчүн еһтият қилиңлар! — \m \v 41 «Қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! \m Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, \m Уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»\f □ \fr 13:41 \fr*\ft \+bd «қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»\+bd* — Тәврат, «Һаб.» 1:5.\ft*\f* \x + \xo 13:41 \xo*\xt Йәш. 28:14; Һаб. 1:5.\xt*\x* \b \m \v 42 Павлус билән Барнабас синагогдин чиқиватқанда, җамаәт уларға келәрки шабат күни бу ишлар һәққидә йәнә сөзләшни йелинди. \v 43 Синагогтики җамаәт тарқалғанда, нурғун Йәһудийлар вә Худадин қорққан Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабасқа әгәшти. Иккиси уларға сөз қилип, уларни Худаниң меһри-шәпқитидә чиң турушқа дәвәт қилди.\x + \xo 13:43 \xo*\xt Рос. 11:23; 14:22.\xt*\x* \m \v 44 Кейинки шабат күни, пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Худаниң сөз-каламини аңлиғили келишти. \v 45 Бирақ бундақ топ-топ адәмләрни көргән Йәһудийлар һәсәткә чөмүп, Павлусниң сөзлиригә қарши тәтүр гәп қилип, униңға төһмәт қилди. \v 46 Әнди Павлус билән Барнабас техиму жүрәклик һалда мундақ деди: \m — Худаниң сөз-каламини алди билән силәр \add Йәһудий хәлқигә\add* йәткүзүш керәк еди. Лекин силәр уни чәткә қеқип өзүңларни мәңгүлүк һаятқа лайиқ көрмигәндин кейин, мана биз \add силәрдин\add* бурулуп әлләргә йүзлинимиз! \f □ \fr 13:46 \fr*\ft \+bd «мана биз силәрдин бурулуп әлләргә йүзлинимиз!»\+bd* — «әлләргә йүзлинимиз» — йәни «Йәһудий әмәсләргә йүзлинимиз». Демәк, Худаниң сөз-каламини уларға йәткүзимиз.\ft*\f* \x + \xo 13:46 \xo*\xt Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12; 10:6; 21:43; Рос. 3:26; 13:26; Рим. 10:19.\xt*\x* \v 47 Чүнки Пәрвәрдигар \add муқәддәс язмиларда\add* бизгә мундақ буйруған: — \m «Мән Сени \add ят\add* әлләргә нур болушқа, \m Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим».\f □ \fr 13:47 \fr*\ft \+bd «Мән Сени \+bd*\+bdit ят\+bdit* әлләргә нур болушқа, йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим» — «Йәш.» 42:6 вә 49:6ни көрүң: мошу айәтләрдики «Сени» Мәсиһни көрситиду. Барнабас вә Павлус «Пәрвәрдигарниң қули»ниң ишлирини давамлаштуруп жүргүзмәктә (1-бап, 1-айәт).\ft*\f* \x + \xo 13:47 \xo*\xt Йәш. 42:6; 49:6; Луқа 2:32.\xt*\x* \b \m \v 48 Әлләрдикиләр бу сөзни аңлап, хошал болушуп Рәбниң сөз-каламини улуқлашти; мәңгүлүк һаятқа еришишкә бекитилгәнләрниң һәммиси етиқат қилди.\f □ \fr 13:48 \fr*\ft \+bd «бекитилгәнләр»\+bd* — яки «бәл бағлиғанлар» яки «майил қилинғанлар».\ft*\f* \m \v 49 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами пүткүл зиминға тарқалди. \v 50 Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип, Павлус билән Барнабасқа зиянкәшлик қилғузуп, улар иккисини өз жутлиридин қоғлап чиқарди. \f □ \fr 13:50 \fr*\ft \+bd «Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип...»\+bd* — «Худадин қорққан аяллар» болса Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий болмиған, синагогтики ибадәткә қатнишидиған аяллар. Гәрчә улар «Худадин қорққан» болсиму, мошу йәрдә Йәһудийларниң қутритиши билән аздурулған.\ft*\f* \x + \xo 13:50 \xo*\xt 2Тим. 3:11.\xt*\x* \v 51 Амма Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип, Коня шәһиригә қарап маңди. \f □ \fr 13:51 \fr*\ft \+bd «Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип,...»\+bd* — «аяқлиридики топини қеқиштуруветиш» дегән һәрикәт «мунасивитимиз пүтүнләй үзүлди» дегән агаһниң ипадиси еди. «Мат.» 10:14, «Мар.» 6:11, «Луқа» 5:9ни көрүң. \+bd «Коня шәһири»\+bd* — һазирқи нам. Кона грекчә исми «Икониум» яки «Иконион». У һазирқи Түркийәдә.\ft*\f* \v 52 \add Антакядики\add* мухлислар болса хошаллиққа һәмдә Муқәддәс Роһқа толдурулди. \b \b \m \c 14 \s1 Павлус билән Барнабас Коня шәһиридә \m \v 1 Коня шәһиридә шундақ болдики, Павлус билән Барнабас Йәһудийларниң синагогиға киргәндә, җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди\f □ \fr 14:1 \fr*\ft \+bd «нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди»\+bd* — «Грекләр» бәлким шу йәрдики һәр милләттин болған «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.\ft*\f* \v 2 (һалбуки, ишәнмигән Йәһудийлар \add ят\add* әлликләрниң көңүллирини зәһәрләп, уларни қериндашларға қарши турушқа қутратти). \v 3 Шуңа \add Павлус билән Барнабас\add* у йәрдә хелә узун туруп, Рәбгә тайинип жүрәклик һалда \add хуш хәвәрни\add* җакалиди; Рәб уларниң қоллири билән мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип өз меһри-шәпқитиниң сөз-каламиға гувалиқ бәрди.\x + \xo 14:3 \xo*\xt Мар. 16:20; Рос. 19:11; Ибр. 2:4.\xt*\x* \v 4 Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип, бәзилири Йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса расуллар тәрәптә турди.\f □ \fr 14:4 \fr*\ft \+bd «шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип...»\+bd* — яки «шәһәрниң көп қисми иккигә бөлүнүп кетип...».\ft*\f* \v 5 Ахирда, бир қисим ят әлликләр билән Йәһудийлар арисида (өз башлиқлири билән бирликтә) расулларни қийнап, чалма-кесәк қилиш қутратқулуғи баш көтәрди. \v 6-7 Лекин улар бу иштин хәвәр тепип, шу йәрдин қечип Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәмдә әтраптики жутларға қарап маңди. Улар шу йәрләрдә хуш хәвәрни давамлиқ җакалавәрди.\x + \xo 14:6-7 \xo*\xt Мат. 10:23; Рос. 8:1.\xt*\x* \b \m \s1 Листра вә Дәрбә шәһәрлиридә \m \v 8 Шу чағда, Листра шәһиридә путлирида мағдури йоқ, һеч меңип бақмиған бир туғма паләч олтиратти.\x + \xo 14:8 \xo*\xt Рос. 3:2.\xt*\x* \v 9 Павлус сөз қиливатқанда, бу адәм униңға қулақ селип олтиратти. Павлус униңға көз тикип униң сақайтилишиға ишәши барлиғини көрүп йетип, \v 10 жуқури аваз билән: \m — Орнуңдин дәс тур! — деди. \m Һелиқи адәм шуан орнидин дәс туруп меңишқа башлиди. \v 11 Лекин Павлусниң бу ишини көргән топ-топ адәмләр Ликавуня тили билән: \m — Илаһлар инсан қияпитигә кирип аримизға чүшүпту! — дәп вақиришип кәтти. \x + \xo 14:11 \xo*\xt Рос. 28:6.\xt*\x* \v 12 Улар Барнабасни «Илаһ Зеус» дәп аташти вә Павлусни сөзләштә башламчи болғачқа уни «Илаһ Һермис» дәп аташти. \f □ \fr 14:12 \fr*\ft \+bd «Илаһ Зеус»\+bd* — Грекләрниң «баш илаһ»и («Юпитер» дегән планета). \+bd «Илаһ Һермис»\+bd* — Һермис («Меркурий» дегән планета) «илаһларниң әлчиси» дәп қарилатти.\ft*\f* \v 13 Шәһәрниң сиртида «Зеус Илаһ»ниң бутханиси бар еди. Шу \add бутханидики\add* каһин шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип келип, хәлиқ билән биллә расулларға атап қурбанлиқ қилмақчи болди. \v 14 Лекин расуллар Барнабас билән Павлус бу ишни аңлап, кийим-кечәклирини житқан һалда, көпчиликниң арисиға жүгүрүп кирип, вақирап мундақ деди: \m \v 15 — Халайиқ, бу ишларни немә дәп қиливатисиләр?! Биз силәргә охшаш һессияттики инсанлармиз! Биз силәргә бу әрзимәс нәрсиләрни ташлап, асман-зимин, деңиз-океан вә улардики барлиқ мәхлуқларни Яратқучи һаят Худағила ибадәт қилишиңлар керәк дәп җакалаватимиз! \x + \xo 14:15 \xo*\xt Яр. 1:1; Зәб. 32:6; 123:8; 145:6; Рос. 10:26; Вәһ. 14:7; 19:10; 22:9.\xt*\x* \v 16 Бурунқи дәвирләрдә, у һәр қайси әлләрни өз йоллирида меңишқа йол қойған. \x + \xo 14:16 \xo*\xt Зәб. 80:13\xt*\x* \v 17 Шундақ болсиму, У Өзини испатлайдиған гувалиқни қалдурмиған әмәс. Чүнки У һемишә силәргә шапаәт көрситип, ямғурни өз вақтида әрштин яғдуруп мол һосул ата қилип, аш-тамақ билән силәрни тойғузуп, қәлбиңларни хошаллиққа чөмдүрүп кәлди. \x + \xo 14:17 \xo*\xt Рим. 1:19.\xt*\x* \m \v 18 Һәтта улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурбанлиқ қилишини аранла тосувалди. \m \v 19 Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин бәзи Йәһудийлар келип, кишиләрни өзлиригә қайил қилиши билән, хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди, андин уни өлди дәп қарап, шәһәр сиртиға сөрәп ачиқип ташливәтти. \x + \xo 14:19 \xo*\xt 2Кор. 11:25.\xt*\x* \v 20 Лекин мухлислар униң әтрапиға олашқанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси, у Барнабас билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти. \b \m \s1 Расулларниң Сурийәдики Антакяға қайтип келиши \m \v 21 Әнди улар Дәрбә шәһиридә хуш хәвәр җакалап, нурғун адәмләрни \add Мәсиһгә\add* мухлис болушқа киргүзгәндин кейин, иккилән Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди. \v 22 Улар у йәрләрдә мухлисларниң қәлблирини күчәйтип, уларни етиқатта чиң турушқа риғбәтләндүрүп, шундақла: — Биз Худаниң падишалиғиға кириштә нурғун җапа-мушәққәтләрни бешимиздин өткүзүшимиз муқәррәр болиду, — дәп несиһәт қилди.\x + \xo 14:22 \xo*\xt Мат. 10:38; 16:24; Луқа 24:26; Рос. 11:23; 13:43; 2Тим. 3:12.\xt*\x* \m \v 23 Улар йәнә һәр қайси җамаәт ичидә ақсақалларни таллап бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири етиқат бағлиған Рәбгә тапшурди. \v 24 Иккилән Писидийә районидин өтүп Памфилийә өлкисигә кәлди. \v 25 Улар Пәргә шәһиридә сөз-каламни йәткүзгәндин кейин, Атталя шәһиригә барди. \f □ \fr 14:25 \fr*\ft \+bd «... Атталя шәһиригә барди»\+bd* — Атталя шәһири деңиз бойида еди; һазирқи «Анталия».\ft*\f* \v 26 Андин у йәрдин кемигә чиқип, \add Сурийәдики\add* Антакяға қарап кәтти. Улар әслидә шу йәрдә өзлири һазир тамамлиған бу вәзипини ада қилишқа \add җамаәттикиләр тәрипидин\add* Худаниң меһри-шәпқитигә тапшурулған еди.\x + \xo 14:26 \xo*\xt Рос. 13:1.\xt*\x* \m \v 27 Қайтип кәлгәндә, улар җамаәтни бир йәргә җәм қилғанда, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қилған барлиқ әмәллирини, шундақла Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди. \f □ \fr 14:27 \fr*\ft \+bd «Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди»\+bd* — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә.\ft*\f* \v 28 Улар у йәрдә мухлислар билән биллә узун мәзгил турди.\fig Расул Павлусниң хуш хәвәрни җакалиған 1-сәпири|src="paul1mission-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Рос.» 13, 14"\fig* \b \b \m \c 15 \s1 Йерусалимдики сүннәт тоғрисидики жиғин \m \v 1 Шу чағларда бәзиләр Йәһудийә өлкисидин келип, \add Антакядики\add* қериндашларға: \m — Силәр Муса \add пәйғәмбәргә\add* тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр! — дәп тәлим беришкә башлиди.\f □ \fr 15:1 \fr*\ft \+bd «Силәр Муса пәйғәмбәргә тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр!»\+bd* — Йәһудийәдин кәлгәнләр аллиқачан сүннәт қилинған Йәһудийлар, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 15:1 \xo*\xt Яр. 17:10; Лав. 12:3; Гал. 5:2.\xt*\x* \m \v 2 Бу иш тоғрисида чоң маҗира чиққан болуп, Павлус билән Барнабас иккилән шу кишиләр билән кәскин муназирә қилишқандин кейин, \add қериндашлар\add* Павлусни, Барнабасни, шундақла уларниң арисидин бир нәччәйләнни бу мәсилә тоғрисида расуллар вә ақсақаллар билән көрүшүшкә Йерусалимға барсун дәп бекитгән.\x + \xo 15:2 \xo*\xt Гал. 2:1.\xt*\x* \m \v 3 Шундақ қилип улар җамаәт тәрипидин йолға селинип, сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә әлләрниңму товва қилип \add етиқат\add* йолиға киргәнлигини тәпсилий сөзлиди. Бу хәвәр барлиқ қериндашларни зор шатлиққа чөмгүзди.\f □ \fr 15:3 \fr*\ft \+bd «әлләрниңму товва қилип...»\+bd* — «әлләр» йәнә «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә. \+bd «әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлиги...»\+bd* — мошу йәрдә грек тилида: «товва қилип етиқат йолиға кириш» дегән ибарә пәқәт бирла сөз «бурулуш» билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 4 Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди. \v 5 Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп: \m — Мошу \add ят әлликләрни\add* хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди. \m \v 6 Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти. \v 7 Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди: \m — Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар. \x + \xo 15:7 \xo*\xt Рос. 10:20; 11:12.\xt*\x* \m \v 8 Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.\x + \xo 15:8 \xo*\xt 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12.\xt*\x* \v 9 Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.\x + \xo 15:9 \xo*\xt Рос. 10:43, 44.\xt*\x* \m \v 10 \add Әһвал мана шундақ екән\add*, әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?! \x + \xo 15:10 \xo*\xt Мат. 23:4.\xt*\x* \v 11 Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз.\f □ \fr 15:11 \fr*\ft \+bd «Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз»\+bd* — бу айәттики «биз» Йәһудий етиқачиларни, «улар» Йәһудий болмиған етиқатчиларни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 15:11 \xo*\xt Әф. 2:8; Тит. 3:4.\xt*\x* \m \v 12 \add Бу сөздин кейин\add*, Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди. \v 13 Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди: \m — Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар! \v 14 Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти. \f □ \fr 15:14 \fr*\ft \+bd «Шимеон»\+bd* —Петрусниң арамий тилидики исми («Симон» болса униң ибраний тилидики шәклидур). \+bd «Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғи»\+bd* — «шапаәт билән йоқлаш» грек тилида пәқәт «йоқлаш» дегән сөзла билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 15 Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға уйғун келиду, худди \add муқәддәс язмиларда\add* муну сөзләр пүтүлгәндәк: — \m \v 16 — ««Мошу ишлардин кейин, Мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән, \m Униң харабиликлирини қайта бена қилип, әслигә кәлтүримән. \m \v 17-18 Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!»\f □ \fr 15:17-18 \fr*\ft \+bd «Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр...»\+bd* — «җаһандики башқа инсанлар» Йәһудий хәлқидин башқа барлиқ әлләрни көрстиду. «Мениң намим билән аталған барлиқ (ят) әлләр» «Өз хәлқим болушқа чақирған ят әлләр» яки «Мән егидарчилиқ қилған барлиқ әлләр» дегәнләрни билдүриду. \+bd «Мошу ишлардин кейин, мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән... шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду»\+bd* — (16-17-айәт) бу нәқил кәлтүрүлгән бешарәтләр «Ам.» 9:11-12 вә «Йәш.» 45:21дин елинған. Яқуп бу бешарәтләрни «Септуагинт» LXX дегән грек тилидики тәрҗимисидин алған. «Амос»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 15:17-18 \xo*\xt Ам. 9:11,12.\xt*\x* \m \v 19 — Шуниң үчүн хуласәм шуки, ят әлликләр арисидин товва қилип Худаға етиқат бағлиғанларға аварә-еғирчилик селип қоймаслиғимиз керәк; \v 20 пәқәт уларға: «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли. \f □ \fr 15:20 \fr*\ft \+bd «Бутларға атилип булғанған нәрсиләр»\+bd* — грек тилида «Бутлардин булғанған нәрсиләр» дегән билән ипадилиниду; «нәрсиләр» бәлким гөш вә һәр хил йемәк-ичмәкни көрсәтсә керәк. Грекләр арисида «авал бутларға аталған» йемәкликни йейиш «саваблиқ иш» яки «қутлуқ иш» дәйдиғанлар көп еди.\ft*\f* \x + \xo 15:20 \xo*\xt Яр. 9:4; Мис. 20:3; 1Кор. 8:1; 10:20; 1Тес. 4:3.\xt*\x* \v 21 Чүнки қедимки дәвирләрдин тартип һәр шәһәрдә шабат күнидә синагогларда Муса \add пәйғәмбәр\add*ниң ейтқанлири оқулуп, униң көрсәтмилири үгитилип кәлгән.\f □ \fr 15:21 \fr*\ft \+bd «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар ...»\+bd* — (20-айәт) мошу үч пәрһиз Тәврат қанунидин елинған. Етиқат қилған ят әлләрниң буларға риайә қилиши уларниң ниҗатлиққа еришиши үчүн әмәс, бәлки («җинсий бузуқлуқтин ... нери болуңлар»тин башқа) етиқат қилған Йәһудийлар җамаәткә қатнишишида уларниң алдида путликашаң болмаслиғи, Йәһудий әмәс қериндашлири билән арилишиши асан қилинсун үчүн дегән мәхсәт билән тапшурулған (21-айәттин расулларниң бу мәхсити очуқ көрүниду; «1Кор.» 10:14-11:1ниму көрүң).\ft*\f* \b \m \s1 Йәһудий әмәс етиқатчиларға йезилған хәт \m \v 22 Шуниң билән расуллар, ақсақаллар, шундақла Йерусалимдики пүткүл җамаәттикиләр өз арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнабас билән биллә Антакяға әвәтишни лайиқ көрди. Әслидә қериндашлар ичидә башламчи болған Йәһуда (Барсабас дәпму атилиду) билән Силаслар буниңға талланди. \m \v 23 Хәт болса уларға тапшурулди, униңда мундақ йезилған еди: — «И Антакя, Сурийә вә Киликийәдә туруватқан ят әллик қериндашлар, — \add Йерусалимдики\add* қериндашлириңлардин, расуллар билән ақсақаллардин силәргә салам! \m \v 24 Аримиздин бәзи кишиләр чиқип йениңларға берип, сөзлири билән силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ. \f □ \fr 15:24 \fr*\ft \+bd «... Силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә: «... Силәрни беарамлиққа селип, сүннәт қобул қилишиңлар, Тәврат қануниға әмәл қилишиңлар керәк дәп көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 15:24 \xo*\xt Гал. 2:4.\xt*\x* \v 25 Шу сәвәптин, биз бу ишта ойлиримиз бир йәрдин чиққандин кейин, аримиздин талланған бир нәччәйләнни сөйүмлүк Барнабас вә Павлусимиз билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ. \v 26 Бу иккилән Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами үчүн һаятини хәтәргә тәвәккүл қилған кишиләрдур. \x + \xo 15:26 \xo*\xt Рос. 13:50; 14:19.\xt*\x* \v 27 Шуңа биз Йәһуда билән Силасни язғанлиримизни силәргә өз ағзи биләнму сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәттуқ. \v 28 Гәпниң поскаллисиға кәлсәк, Муқәддәс Роһқа, шундақла бизләргиму шу лайиқ көрүнгәнки, төвәндики зөрүр болған ишлардин сирт, силәргә һеч қандақ башқа ишни жүклимәслигимиз керәк: \v 29 — Бутларға аталған нәрсиләрдин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридин йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин нери болуш — силәр мошу бир нәччә иштин сақлансаңлар, яхши қилған болисиләр. \m Аман-хатирҗәм болуңлар!»\x + \xo 15:29 \xo*\xt Яр. 9:4; Мис. 20:3; Лав. 17:14; 1Кор. 8:1; 1Тес. 4:3.\xt*\x* \m \v 30 Шундақ қилип, улар \add қериндашлар\add* тәрипидин йолға селинип, Антакяға барди. У йәрдә пүтүн җамаәттикиләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди. \f □ \fr 15:30 \fr*\ft \+bd «шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип...»\+bd* — грек тилида «шундақ қилип, улар уларниң тәрипидин йолға селинип...».\ft*\f* \v 31 Улар хәтни оқуп, униңдин болған риғбәт-тәсәллидин зор шатланди. \v 32 Йәһуда вә Силаслар өзлириму пәйғәмбәрләрдин болуп, қериндашларни нурғун сөз-несиһәтләр билән риғбәтләндүрүп, уларни қувәтләндүрди. \v 33 \add Йәһуда вә Силаслар\add* у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин, Антакядики қериндашларниң сәпиригә аманлиқ тилигән һалда узитиши билән, улар өзлирини әвәткән \add Йерусалимдикиләрниң\add* қешиға қайтти. \f □ \fr 15:33 \fr*\ft \+bd «Йәһуда вә Силаслар у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин»\+bd* — «Йәһуда вә Силаслар» грек тилида «улар».\ft*\f* \v 34-35 Лекин Павлус вә Барнабас Антакяда қелип, башқа нурғун қериндашларниң һәмкарлиғида тәлим берип Рәбниң сөз-каламидики хуш хәвирини җакалап турди. \b \m \s1 Павлус билән Барнабасниң айрилип кетиши \m \v 36 Лекин йәнә бир нәччә күнләрдин кейин Павлус Барнабасқа: \m Биз бурун Рәбниң сөз-каламини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, қериндашларниң йениға берип, һалини сорап келәйли, — деди. \m \v 37 Барнабас болса Юһанна (Маркусму дейилиду)ни биллә елип бармақчи болған еди. \x + \xo 15:37 \xo*\xt Мис. 20:3.\xt*\x* \v 38 Бирақ Павлус алдинқи қетим Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән, Рәбниң хизмитидә улар билән биллә \add давамлиқ\add* сәпәр қилмиған Маркусни йәнә елип беришни ақиланилик әмәс дәп қариди. \f □ \fr 15:38 \fr*\ft \+bd «Рәбниң хизмитидә улар билән биллә давамлиқ сәпәр қилмиған Маркус...»\+bd* — мошу йәрдә «Рәбниң хизмитидә» грек тилида пәқәт «хизмәттә» дейилиду.\ft*\f* \v 39 Шуниң билән иккилән оттурисида бәк кәскин ихтилап болуп, ахир берип улар бир-биридин айрилип кетишти. Барнабас Маркусни елип, кемигә олтирип Сипрус арилиға кәтти. \v 40 Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти. \f □ \fr 15:40 \fr*\ft \+bd «Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти»\+bd* — Павлус вә Барнабас немә үчүн бир-биридин айрилди? Қайсисиниң қарари тоғра? «Қошумчә сөзимиз»дә бу мәсилә тоғрисида азрақ тохтилимиз.\ft*\f* \v 41 У әнди Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап өтүп, \add һәр қайси җайларда\add* җамаәтләрни қувәтләндүрди. \b \b \m \c 16 \s1 Тимотийниң Павлус вә Силасқа қошулуши \m \v 1 Андин у Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму барди. Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди. Униң атиси болса грек еди.\f □ \fr 16:1 \fr*\ft \+bd «Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди»\+bd* — кейинки айәтләргә қариғанда, «шу йәр» Листра еди.\ft*\f* \v 2 Листра вә Коня шәһәрлиридики қериндашларниң һәммиси униң тоғрилиқ яхши гувалиқ берәтти. \v 3 Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси \add Тимотийниң\add* атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди.\f □ \fr 16:3 \fr*\ft \+bd «бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди»\+bd* — Павлусниң Тимотийни хәтнә қилиши етиқатини билдүрүш үчүн әмәс, бәлки у униң билән Худаниң хизмитидә болғанда Йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини елиш үчүн еди.\ft*\f* \x + \xo 16:3 \xo*\xt 1Кор. 9:20; Гал. 2:3.\xt*\x* \v 4 Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики расуллар билән ақсақаллар \add ят әлләргә\add* бекиткән бәлгүлимиләрни уларниң риайә қилиши үчүн тапшурди.\x + \xo 16:4 \xo*\xt Рос. 15:20.\xt*\x* \v 5 Шундақ қилип, җамаәтләр етиқатта күчәйтилип, санлириму күндин-күнгә көпәйди. \b \m \s1 Македонийәликниң чақириқи \m \v 6 Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп,\f □ \fr 16:6 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп...»\+bd* — Фригийә вә Галатия районлири Асияниң бир қисми еди — Павлус шу йәрдин өткини билән Худаниң сөзини җакалаш үчүн у йәрдә тохтимиди.\ft*\f* \v 7 Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди.\f □ \fr 16:7 \fr*\ft \+bd «Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди»\+bd* — қизиқ бир йери шуки, кейинрәк расул Петрус дәл мошу районларниң бәзи йәрлик кишилири билән йеқин мунасивәттә болди (2Пет.» 1:1ни көрүң). Шуңа мүмкинчиклиги барки, Павлуслар мошу йәрләрдин өтүп кәткән вақитларда, Петрус шу йәрдә еди яки пат арида шу йәрләргә кәлмәкчи еди. Павлусму кейин Галатия дегән районға берип, хуш хәвәрни тарқитип, бир җамаәт бәрпа қилинди (18:23 вә «Гал.» 4:13ни көрүң).\ft*\f* \v 8 Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә чүшти.\x + \xo 16:8 \xo*\xt 2Кор. 2:12.\xt*\x* \v 9 Шу күни кәчтә, Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш көрүнүп, Македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: \m — \add Деңиздин\add* өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән! — дәп өтүнди.\f □ \fr 16:9 \fr*\ft \+bd «Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән!»\+bd* — Македонийә Рим империйәсидики Гретсийәгә җайлашқан «Македонийә өлкиси» еди.\ft*\f* \m \v 10 У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ.\f □ \fr 16:10 \fr*\ft \+bd «У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ»\+bd* — мошу айәттин башлап «\+bd биз\+bd*» дәп баян қилишниң сәвәви — мошу китапниң муәллипи Луқа мошу йәрдә Павлусларға қошулғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \b \m \s1 Лидяниң етиқат қилиши \m \v 11 Биз кемигә чиқип, Троастин йолға чиқип, Самодрак арилиға қарап йол алдуқ вә әтиси \add Македонийәдики\add* Неаполис шәһиригә йетип бардуқ. \v 12 У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ. \f □ \fr 16:12 \fr*\ft \+bd «У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди»\+bd* — Филиппи деңиз бойики Неаполистин 16 километр жирақлиқта еди. «Римдики мустәмликә» — беваситә Рим һөкүмити өзи башқурған, аһалиси «Рим гражданлиқ» һоқуқ-имтиязлириға егә еди.\ft*\f* \v 13 Шабат күни, \add шәһәр\add* дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ; дәрвәқә шундақ болди. Биз олтирип, у йәргә жиғилған аялларға сөзләшкә башлидуқ. \f □ \fr 16:13 \fr*\ft \+bd «Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ»\+bd* — әһвалға қариғанда Филиппи шәһиридә Йәһудийларниң бирму синагоги йоқ еди («синагог»ниң асаси үчүн аз дегәндә он Йәһудий әркәк киши бир-биригә қошулуши керәк). Ундақ әһвал астида бу аяллар (бәлким Йәһудий һәм Йәһудий әмәсләр, йәни «Худаниң қорққанлар») һәр шабат күни Тәвраттин елинған сөзләр билән дуа-тилавәт қилишқа жиғилатти.\ft*\f* \v 14 Уларниң ичидә сөсүн рәхт содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди. Рәб униң қәлбини Павлусниң ейтқанлирини қобул қилишқа ачти. \f □ \fr 16:14 \fr*\ft \+bd «Уларниң ичидә сөсүн рәхт Содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди»\+bd* — «Худадин қорқидиған» дегән турақлиқ ибарә, Лидяниң Йәһудий әмәс, амма Тәврат етиқатида болғанлиғини көрситиду.\ft*\f* \v 15 У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгән болуп биздин өтүнүп: \m — Әгәр силәр мени \add һәқиқәтән\add* Рәбгә етиқат қилғучи дәп билсәңләр, мениң өйүмгә берип туруңлар! — дәп чиң туруп бизни мақуллатти.\x + \xo 16:15 \xo*\xt Яр. 19:3; 33:11; Һак. 19:21; Луқа 24:29; Ибр. 13:2.\xt*\x* \b \m \s1 Павлус билән Силасниң зинданға ташлиниши \m \v 16 Бир күни биз шу дуа қилидиған җайға кетип барғинимизда, бир дедәк бизгә йолуқти; бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди; дедәк ғоҗайинлириға пал селиш йоли билән нурғун пайда тепип бәргән еди. \f □ \fr 16:16 \fr*\ft \+bd «бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди»\+bd* — «пал салғучи бир җин» грек тилида «питон роһи». «Питон» йоған илан болуп, грекларниң ривайәтлири бойичә у Дәлфи шәһиридики бутханида туруп, палчилиқ сирлирини башқуратти.\ft*\f* \x + \xo 16:16 \xo*\xt 1Сам. 28:7; Рос. 19:24.\xt*\x* \v 17 У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: \m — Бу кишиләр Һәммидин алий Худаниң қуллири, улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду! — дәп вақирап маңди.\f □ \fr 16:17 \fr*\ft \+bd «... улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду!»\+bd* — яки «... улар силәргә ниҗатлиқ йолини җакалайду!».\ft*\f* \m \v 18 У уда көп күнләр шундақ вақириди. Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап, у қизға бурулуп, җинға: \m — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униңдин чиқ! — дейишигила, җин шуан чиқип кәтти.\f □ \fr 16:18 \fr*\ft \+bd «Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап,...»\+bd* — грек тилида «қәлбини азаплаш» дегән сөз һәм дәрд, бизарлиқ вә хапичилиқни (дегән мәниләрни) өз ичигә алиду. \+bd «җин шуан чиқип кәтти»\+bd* — яки «җин шу саат ичидә чиқип кәтти».\ft*\f* \x + \xo 16:18 \xo*\xt Мар. 16:17.\xt*\x* \m \v 19 Дедәкниң ғоҗайинлири униңға бағлиған пул тепиш үмүтиниң йоққа чиққанлиғини көрүп, Павлус билән Силасқа қол селип, уларни базар мәйданиға сөрәп, һөкүмдарларниң алдиға елип барди. \x + \xo 16:19 \xo*\xt 2Кор. 6:5.\xt*\x* \v 20 Улар иккиләнни сорақчи әмәлдарларниң алдиға чиқирип: \m — Бу адәмләр Йәһудийлар болуп, шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтмәктә. \x + \xo 16:20 \xo*\xt 1Пад. 18:17; Рос. 17:6.\xt*\x* \v 21 Биз болсақ римлиқлармиз, улар қанунимизға хилап болған вә қобул қилишқа яки жүргүзүшкә болмайдиған қаидә-йосунларни тәрғиб қиливатиду! — дәп шикайәт қилди. \m \v 22 Топланған халайиқму уларға һуҗум қилишқа қозғалди; сорақчи әмәлдарлар уларниң кийимлирини житип ялаңачлап, калтәк билән думбилашқа әмир чүшүрди. \x + \xo 16:22 \xo*\xt 2Кор. 11:25; 1Тес. 2:2.\xt*\x* \v 23 Иккиләнни калтәк билән көп думбилиғандин кейин, уларни зинданға ташлиди вә шундақла гундипайни қаттиқ күзитишкә буйруди. \v 24 У буйруқни тапшурувелиш билән уларни зинданниң ичкиридики камерға солап, путлириға ишкәл салди. \m \v 25 Түн йеримда, Павлус билән Силас дуа қилип, Худаға мәдһийә күйлирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса қулақ селип аңлавататти. \x + \xo 16:25 \xo*\xt Рос. 4:31.\xt*\x* \v 26 Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди; зинданниң һуллириму тәвринип кәтти вә зинданниң һәммә ишиклири шуан ечилип, һәр бир мәһбусниң кишәнлириму чүшүп кәтти. \x + \xo 16:26 \xo*\xt Рос. 5:19; 12:7.\xt*\x* \v 27 Гундипай уйқидин ойғинип, зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көрүп, мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.\f □ \fr 16:27 \fr*\ft \+bd «Гундипай уйқидин ойғинип, ... мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди»\+bd* — Рим империйәсиниң қануни бойичә мәһбусларни қачуруп қойған әскәрләр яки гундипайлар өлүмгә мәһкүм қилинатти.\ft*\f* \m \v 28 Лекин Павлус қаттиқ авазда: \m — Өзүңгә зәрәр йәткүзмә, һәммимиз бар! — дәп вақириди. \m \v 29 Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди. \v 30 Андин уларни ташқириға елип чиқип: \m — Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.\x + \xo 16:30 \xo*\xt Луқа 3:10; Рос. 2:37; 9:6.\xt*\x* \m \v 31 Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.\f □ \fr 16:31 \fr*\ft \+bd «Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду!»\+bd* — гундипайниң «Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк?» дегән соални қоюшида, у бәлким «қутқузулуш»ниң немә екәнлигини анчә чүшәнигән болуши мүмкин. Униң көздә тутқини роһий җәһәттин әмәс, бәлки өз вә аилисидикиләрниң өлүм җазасидин қутулуши еди.\ft*\f* \x + \xo 16:31 \xo*\xt Юһ. 3:16,36; 6:47; 1Юһа. 5:10.\xt*\x* \m \v 32 Шуниң билән, иккилән униңға вә униң барлиқ аилисидикиләргә Рәбниң сөз-каламини йәткүзди. \v 33 Кечә шу саатниң өзидила \add гундипай\add* уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди; андин у дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди; \v 34 иккиләнни өз өйигә башлап келип, уларниң алдиға дәстихан салди. У пүткүл аилисидикиләр билән Худаға етиқат қилғанлиқтин зор шатланди.\x + \xo 16:34 \xo*\xt Луқа 5:29; 19:6.\xt*\x* \m \v 35 Әтиси әтигәндә, сорақчи әмәлдарлар ясавулларни зинданға әвәтип: \m — У иккиләнни қоюветиңлар! — дәп буйруди. \m \v 36 Гундипай Павлусқа бу сөзни йәткүзүп: \m — Сорақчи әмәлдарлар иккиңларни қоюветиш ярлиғини чүшүрди. Силәр әнди зиндандин чиқип, теч-аман йолуңларға чиқиңлар, — деди. \m \v 37 Бирақ Павлус ясавулларға: \m — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди. Әнди улар һазир бизни йошурунчә қоғлимақчиму? Яқ, бундақ қилса болмайду! Әмәлдарлар өзлири келип бизни чиқарсун! — деди.\f □ \fr 16:37 \fr*\ft \+bd «Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди»\+bd* — римлиқ пухраларға ундақ муамилә қилишниң һәр бир басқучи Рим қануниға хилап еди.\ft*\f* \m \v 38 Ясавуллар бу сөзләрни сорақчи әмәлдарларға йәткүзди. Улар иккиләнниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти; \v 39 уларниң көңлини елишқа \add зинданға\add* берип, уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишни қайта-қайта өтүнди.\x + \xo 16:39 \xo*\xt Мат. 8:34.\xt*\x* \m \v 40 Иккилән зиндандин чиқиши билән Лидяниң өйигә барди; андин у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни риғбәтләндүргәндин кейин, йолға чиқип кәтти. \b \b \m \c 17 \s1 Тесалоника шәһиридики топилаң \m \v 1 Улар сәпирини давам қилип Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Тесалоника шәһиригә кәлди. У йәрдә Йәһудийларниң синагоги бар еди.\f □ \fr 17:1 \fr*\ft \+bd «Тесалоника шәһири»\+bd* — «Тесалоника» һазирқи Салоника шәһири. \+bd «Улар ... Тесалоника шәһиригә кәлди»\+bd* — мошу бабта «биз» әмәс, бәлки «улар» дейилгәчкә, Луқани Павлуслардин бир мәзгил айрилған, дәп қараймиз.\ft*\f* \v 2 Павлус адити бойичә уларниң арисиға кирип, уда үч шабат күни у йәрдә җәм болғанлар билән муқәддәс язмиларни шәрһләп муназирилишип, \v 3 уларға Мәсиһниң азап-оқубәтләр тартқандин кейин өлүмдин тирилиши муқәррәр дәп чүшәндүрди һәм испатлиди вә: — Мән силәргә җакалиған мошу Әйса дәл Мәсиһниң Өзи шу! — деди.\x + \xo 17:3 \xo*\xt Зәб. 15:10; 21:7, 22; Мат. 16:21; Луқа 24:46.\xt*\x* \m \v 4 \add Йәһудийларниң\add* ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.\f □ \fr 17:4 \fr*\ft \+bd «... шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди»\+bd* — «Худадин қорқидиған Грекләр» дегән турақлиқ ибарә, Тәврат етиқатида болған Грекләрни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 17:4 \xo*\xt Рос. 28:24.\xt*\x* \v 5 Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ \add кеңәшмисигә\add* тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди. \v 6 Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип: \m — Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;\x + \xo 17:6 \xo*\xt Рос. 16:20.\xt*\x* \v 7 Ясон уларни өйидә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир падиша бар дәп җакалап, Қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқиватиду! — дәп чуқан селишти.\x + \xo 17:7 \xo*\xt Луқа 23:2; Юһ. 19:12.\xt*\x* \m \v 8 Улар бу сөзләр билән халайиқни вә шәһәр әмәлдарлирини дәккә-дүккигә селип қойди. \v 9 Әмәлдарлар Ясон вә башқа тутуп келингәнләрдин капаләт пули алғандин кейин, уларни қоювәтти. \b \m \s1 Берия шәһиридә \m \v 10 Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Йәһудийларниң синагогиға кирди. \f □ \fr 17:10 \fr*\ft \+bd «Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти»\+bd* — «шу күни кечидә» яки «шу күни кәч кириш биләнла».\ft*\f* \x + \xo 17:10 \xo*\xt Рос. 9:25.\xt*\x* \v 11 У йәрдики \add синагогдикиләр\add* Тесалоникадикиләргә қариғанда есил хисләтлик болуп, сөз-каламни қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра яки хаталиқини ениқалап билиш үчүн, һәр күни муқәддәс язмиларни қетирқинип изләнди. \x + \xo 17:11 \xo*\xt Йәш. 34:16; Луқа 16:29; Юһ. 5:39.\xt*\x* \v 12 Нәтиҗидә, улардин нурғун Йәһудийлар, есилзадә грек аяллардин бир қисми вә шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди. \f □ \fr 17:12 \fr*\ft \+bd «шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди»\+bd* — грек тилида «шундақла аз болмиған грек әрләр етиқат қилди».\ft*\f* \v 13 Лекин Тесалоникадики Йәһудийлар Худаниң сөз-каламиниң Павлус арқилиқ Бериядиму җакалиниватқинини аңлап, у йәргиму берип топилаң көтәрмәкчи болуп, аммини қутратти. \x + \xo 17:13 \xo*\xt 1Тес. 2:14.\xt*\x* \v 14 Шуниң билән қериндашлар Павлусни дәрһал деңиз бойиға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса Берияда қалди. \v 15 Павлусни узитип маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип барди. Андин улар Павлусниң: \m — «Силәр Силас билән Тимотийға мүмкинқәдәр мениң йенимға тезрақ кәлсун дәп йәткүзүп қоюңлар» дегән тапшуруғини елип, \add Берияға\add* қайтип кәлди.\x + \xo 17:15 \xo*\xt Рос. 18:5.\xt*\x* \b \m \s1 Афина шәһиридә \m \v 16 Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, пүткүл шәһәрдикиләрниң бутпәрәсликкә берилип кәткәнлигини көрүп, роһи қаттиқ азапланди. \v 17 Шуңа у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән һәм шуниңдәк һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән муназирилишәтти. \f □ \fr 17:17 \fr*\ft \+bd «у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән ... муназирилишәтти»\+bd* — «Худадин қорқидиғанлар» Тәврат арқилиқ Худаға етиқат қилған Йәһудий әмәсләрни көрситиду.\ft*\f* \v 18 «Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Улардин бәзиләр: \m — Бу биләрмән почи немә дәп җөйлүватиду? — дейишти. \m Йәнә бәзиләр Павлусниң Әйса вә адәмләрниң өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалиғанлиғидин: \m — У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду! — дейишти. \f □ \fr 17:18 \fr*\ft \+bd ««Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди»\+bd* — «Епикурлар»: «ләззәт»ни әң жуқури орунға қоюп, һәртүрлүк «илаһ» вә «ахирәт» дегәнләргә қарши еди. «Стоиклар» болса «пәзиләт»ни әң жуқури орунға қоюп, һәр адәмниң өз әмәллиригә мәсъул болуп, «пәзиләт»кә ләззәт яки азап-оқубәткә қаримай интилиши керәк, дәп тәкитләйтти. \+bd «У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду!»\+bd* — уларниң «ят илаһлар» дегинидә көздә тутқини «Әйса» вә «Тирилиш» еди — улар буларни «икки илаһ» дәп ойлап қалған еди.\ft*\f* \v 19 Шуңа, улар Павлусни елип «Ареопагус» дегән \add кеңәш\add* мәйданиға апирип: \m — Сән тарқитиватқан йеңи тәлимиңниң немә екәнлигини бизму билсәк қандақ? \v 20 Чүнки сән бәзи ғәйрий ишларни қулиқимизға йәткүзүватисән, биз уларниң мәнаси зади немә екәнлигини билгүмиз бар, — дейишти \v 21 (әнди Афиналиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси вақтини бирәр йеңилиқни йәткүзүш яки аңлаштин башқа ишқа сәрп қилмайтти). \v 22 Шуңа Павлус Ареопагус мәйданиниң оттурисиға чиқип мундақ деди: \m Әй Афина хәлқи! Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум. \f □ \fr 17:22 \fr*\ft \+bd «Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум»\+bd* — грек тилида «җин-илаһлар» «җинлар» дегән сөз билән ипадилинәтти. Чүнки көп греклар җинлар билән илаһларниң чоң пәрқи йоқ, җинларниң яхши тәрәплири бар, дәп ишинәтти.\ft*\f* \v 23 Чүнки һәммә йәрни арилап, силәрниң тавапгаһлириңларни көздин кәчүргинимдә, үстигә «Намәлум бир Худаға аталған» дәп пүтүлгән беғишлимиси бар йәнә бир қурбангаһни көрдүм. Әнди мән силәр тонумай туруп ибадәт қиливатқан шу \add Худани\add* мана һазир силәргә тонуштуруп җакалай. \m \v 24 Пүткүл аләмни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа асман-зиминниң Егиси болуп, инсанларниң қоли билән ясалған ибадәтханиларда турмайду, \x + \xo 17:24 \xo*\xt Яр. 1:1; 2Тар. 6:30; Зәб. 32:6; 123:8; 145:6; Йәш. 66:1; Рос. 7:48; 14:15; Вәһ. 14:7.\xt*\x* \v 25 яки бирәр нәрсигә һаҗити чүшкәндәк инсанларниң қоллириниң әҗригә муһтаҗ әмәстур, чүнки У Өзи һәммә җаниварға һаятлиқ, нәпәс, шундақла \add еһтияҗлиқ болған\add* һәммә нәрсини ата қилиду. \x + \xo 17:25 \xo*\xt Яр. 2:7.\xt*\x* \v 26 У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди. \f □ \fr 17:26 \fr*\ft \+bd «У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди»\+bd* — грек тилида «У бир қандин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди». \+bd « \+bd*\+bdit Худа\+bdit*... уларға хас болған пәйт-пәсилләрни.... алдин бәлгүләп бәрди» — «уларға хас болған пәйт-пәсилләр» мәнаси бәлким «уларниң раваҗ тепиш вә заваллиққа йүзлиниш вақитлири» дегәндәк.\ft*\f* \x + \xo 17:26 \xo*\xt Қан. 32:8.\xt*\x* \v 27 Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс. \v 28 Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!». \f □ \fr 17:28 \fr*\ft \+bd «араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!»»\+bd* — шаир Аратусниң язмилиридин елинған (миладийәдин илгәрки 310-245 жилларда).\ft*\f* \v 29 Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.\x + \xo 17:29 \xo*\xt Йәш. 40:18.\xt*\x* \m \v 30 Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта! \x + \xo 17:30 \xo*\xt Луқа 24:47.\xt*\x* \v 31 Чүнки У Өзи тиклигән инсан арқилиқ пүткүл дунияни һәққанийлиқ билән сорақ қилидиған бир күнини бәлгүлиди; У уни өлүмдин тирилдүргәнлиги билән бу ишниң муқәррәр екәнлигигә испат бәргән еди. \m \v 32 \add Павлусниң\add* «өлгәнләрниң тирилиши» һәққидә ейтқанлирини аңлиғанда бәзиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: \m — Бу иш һәққидә сәндин йәнә аңлайли, — деди. \m \v 33 Буниң билән, Павлус мәйдандин чиқип кәтти. \v 34 Бирақ бәзиләр униңға қошулуп, етиқат қилди. Буларниң ичидә «Ареопагус» кеңәшмә һәйәтлиридин бири болған Дийонисиюс вә Дамарис исимлиқ бир аял, шуниңдәк башқа бир қанчә кишиму бар еди.\fig Расул Павлусниң хуш хәвәрни җакалиған 2-сәпири|src="paul2mission-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Рос.» 15:36-18:22"\fig* \b \b \m \c 18 \s1 Коринт шәһиридә \m \v 1 Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди. \v 2 У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар \add Рим\add* \add императори\add* Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,\x + \xo 18:2 \xo*\xt Рим. 16:3; 1Кор. 16:19; 2Тим. 4:19.\xt*\x* \v 3 улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).\f □ \fr 18:3 \fr*\ft \+bd «улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти)»\+bd* — Павлусниң хәтлиридә, өзи вә һәмраһлириниң җенини беқиш үчүн җамаәтләрниң қолиға қаримай, бәлки өз қоли билән ишлишини пат-пат тилға алиду. Мошу йәрдә униң кәспи чедирчилиқ екәнлиги көрүниду.\ft*\f* \x + \xo 18:3 \xo*\xt Рос. 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8.\xt*\x* \v 4 Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни \add Худаниң сөз-каламиға\add* қайил қилишқа тиришатти.\f □ \fr 18:4 \fr*\ft \+bd «Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти»\+bd* — «муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти» дегән сөзләр грекчидә пәқәт бирла сөз билән ипладилиниду. «Худаниң сөз-каламиға» дегән сөзләрни җүмлини чүшинишкә асан болсун үчүн киргүздуқ.\ft*\f* \m \v 5 Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди.\f □ \fr 18:5 \fr*\ft \+bd «Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға... гувалиқ бәрди»\+bd* — Павлусниң бу роһландурулушиға бәлким үч муһим түрткә бар еди: — \ft*\fp (1) у Силас вә Тимотийдин Тесалоникадики қериндашлар етиқатта чиң туруватиду, дегән хуш хәвәрни аңлиди («1Тес.» 3:6); \fp*\fp (2) Македонийәдики җамаәтләр, болупму Филиппи җамаити Худаниң хизмитини илгири сүргүзүш үчүн әвәткән иқтисадий ярдәмни Силас вә Тимотийлар елип кәлгән еди («2Кор.» 1:5; «Фил.» 4:15). Шу ярдәм билән у бәлким пүтүн вақтини хуш хәвәр йәткүзүшкә сәрп қилалайтти. \fp*\fp (3) у Македонийәдә болған вақитлирида көп зиянкәшликкә учриғачқа, һәм Афина шәһәрдикиләрниң сөз-каламға болған соғлуғини көрүп өзиниң аҗизлиғини көп сезивалди («1Кор.» 2:1-4). Лекин Силас вә Тимотийниң һәмраһлиғидин тәсәлли-риғбәт елип көп роһландурулди.\fp*\f* \x + \xo 18:5 \xo*\xt Рос. 17:15.\xt*\x* \v 6 Лекин, улар униңға қарши чиқип уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: \m — Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун! Мән буниңға җавапкар әмәсмән! Бүгүндин башлап, мән \add силәрдин бурулуп\add* ят әлликләргә баримән, — деди.\f □ \fr 18:6 \fr*\ft \+bd «улар униңға қарши чиқип...»\+bd* — яки «улар өзлиригә қарши чиқип...». \+bd «буниң билән Павлус пешини қеқип...»\+bd* — грек тилида «буниң билән Павлус кийимлирини қеқип...». Павлусниң «пешини қеқиш»и «силәрниң Худаниң сөз-калами билән мунасивитиңлар йоқ» дегән мәнини билдүридиған ишарәт еди. \+bd «Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун»\+bd* — бу дегәнлик, силәр Худаниң ниҗатлиқ йолини рәт қилғандин кейин, өз ақивитиңларға өзүңлар җавапкар» дегән мәнидә.\ft*\f* \x + \xo 18:6 \xo*\xt Мат. 10:14; Рос. 13:51.\xt*\x* \m \v 7 Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир кишиниң өйигә берип турди. Униң өйи синагогниң йенида еди.\f □ \fr 18:7 \fr*\ft \+bd «Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир киши»\+bd* — «Худадин қорқидиған» дегән ибарә тоғрилиқ 13:26дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 8 Әнди синагогниң чоңи Криспус пүтүн аилисидикиләр билән Рәбгә етиқат қилди. Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди.\f □ \fr 18:8 \fr*\ft \+bd «Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди»\+bd* — «бу хәвәр»: (1) синагогниң чоңиниң етиқат қилғанлиғи яки (2) Павлусниң ейтқан сөзлирини көрситиду. Бизниңчә биринчи чүшәнчә тоғридур.\ft*\f* \x + \xo 18:8 \xo*\xt 1Кор. 1:14.\xt*\x* \m \v 9 Рәб кечидә Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш арқилиқ вәһий йәткүзүп униңға: \m — Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә, \x + \xo 18:9 \xo*\xt Рос. 23:11.\xt*\x* \v 10 чүнки Мән сән билән биллә. Һеч ким саңа қол селип зәрәр йәткүзмәйду, чүнки Мениң бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар, — деди. \m \v 11 Шуниң билән Павлус у йәрдә бир жил алтә ай туруп, у йәрдики кишиләр арисида Худаниң сөз-каламини үгәтти. \m \v 12-13 Амма Галлийо Ахая өлкисиниң валийси болған вақтида, Йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп Галлийониң «сорақ тәхти»ниң алдиға апирип, униң үстидин: \m Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қайил қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.\f □ \fr 18:12-13 \fr*\ft \+bd «Ахая өлкиси»\+bd* — Гретсийәниң муһим җайлирини өз ичигә алатти. Галлийо шу өлкиниң валийси болған вақти миладийәдин кейинки 51-52-жиллар еди.\ft*\f* \m \v 14 Павлус ағзини ачай дәп турушиға, валий Галлийо Йәһудийларға: \m — Дәрвәқә, и Йәһудийлар, бу шикайитиңлар бирәр наһәқлиқ яки еғир җинайәт тоғрисида болған болса, сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ салсам орунлуқ болатти. \v 15 Бирақ бу иш \add пәқәт\add* бәзи нам-исимлар, сөзләр вә өзүңларниң \add Тәврат\add* қануниңлар үстидә талаш-тартишларға четишлиқ екән, уни өзүңлар бир тәрәп қилиңлар! Мән бундақ ишларға сорақчи болмаймән! — деди. \v 16 Шуниң билән у уларни сорақ тәхти алдидин һайдап чиқарди. \m \v 17 Халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди. Бирақ \add валий\add* Галлийо бу ишларниң һеч қайсисиға қилчә писәнт қилмиди.\f □ \fr 18:17 \fr*\ft \+bd «халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди»\+bd* — Состенисниң Мәсиһкә етиқат қилған вақти намәлум («1Кор.» 1:1ни көрүң). Йәһудийларниң уни ундақ урушиниң сәвәви ениқ әмәс; у Мәсиһгә етиқат қилғучи болғанлиқтин яки синагогтикиләр өз әрзиниң нәтиҗисиз болуп чиққанлиғидин хапа болуп, синагог рәисидин аччиғини чиқиривалмақчи болса керәк.\ft*\f* \b \m \s1 Павлусниң Антакя шәһиригә қайтип келиши \m \v 18 Павлус Коринт шәһиридә йәнә көп күнләрни өткүзгәндин кейин, қериндашлар билән хошлишип, Прискилла вә Аквилаларниң һәмраһлиғида кемигә олтирип, Сурийәгә қарап кәтти. \add Йолға чиқиштин илгири\add* у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди. \f □ \fr 18:18 \fr*\ft \+bd «Кәнқрия шәһири»\+bd* — Коринтниң порт шәһири болуп Коринттин йәттә километр жираққа җайлашқан еди. \+bd «Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди»\+bd* — Павлус немишкә қәсәм қилди? Алимларниң пикирлиридин: (1) у Коринт шәһиридә шунчә көп адәмләр хуш хәвәрни қобул қилғанлиғидин болған хошаллиғидин, Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш үчүн; (2) йәнә бир қетим Йерусалим вә Йәһудийәдә туруватқан Йәһудий хәлиқни хуш хәвәргә қайил қилишқа тиришип уларға мошу қәсими арқилиқ өзини «Мана мән силәрдәк Худадин қорқидиған адәм» дәп көрситип уларға йеқинлашмақчи болуп қәсәм қилған. Биз иккинчи пикиргә майилмиз. \ft*\fp Бәзи алимлар қәсәм ичкүчи Аквиладур, дәп қарайду.\fp*\f* \x + \xo 18:18 \xo*\xt Чөл. 6:18; Рос. 21:23.\xt*\x* \v 19 Улар Әфәсус шәһиригә барғандин кейин, у Прискилла вә Аквилани қалдуруп қоюп өзи \add шу йәрдики\add* синагогқа кирип, Йәһудийлар билән муназириләшти. \v 20 Улар уни узунрақ турушқа тәләп қиливиди, у қошулмай, \v 21 «Мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән; андин Худа буйруса, силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти.\f □ \fr 18:21 \fr*\ft \+bd «мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә бу сөзләр тепилмай, пәқәт ««Худа буйруса, мән силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 18:21 \xo*\xt 1Кор. 4:19; Ибр. 6:3; Яқ. 4:15.\xt*\x* \m \v 22 У Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, \add Йерусалимға\add* чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин, Антакя шәһиригә чүшүп кәтти. \f □ \fr 18:22 \fr*\ft \+bd «У Йерусалимға чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин...»\+bd* — Инҗилда «Йерусалимға бериш» грек тилида дайим дегидәк пәқәт «Йерусалимға чиқиш» дәйтти. Йәһудий хәлқи үчүн Йерусалимға бериш «чиқиш», униңдин кетиш «чүшүш» билән билдүрүләтти. Павлус қәсимини ада қилип чиқиш үчүнму Йерусалимға берип келиши керәк.\ft*\f* \v 23 Антакяда бир мәзгил турғандин кейин, у йәнә йолға чиқип Галатия вә Фригийә жутлирини бир-бирләп арилап, барғанла йеридә барлиқ мухлисларниң етиқатини қувәтлиди. \b \m \s1 Аполлосниң Әфәсус вә Коринт шәһәрлиридә тәлим бериши \m \v 24 Бу арида, Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир Йәһудий Әфәсус шәһиригә кәлди. У натиқ адәм болуп, муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди. \f □ \fr 18:24 \fr*\ft \+bd «У ... муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди»\+bd* — грек тилида «У ... муқәддәс язмиларда күчлүк бир адәм еди».\ft*\f* \x + \xo 18:24 \xo*\xt 1Кор. 1:12.\xt*\x* \v 25 У Рәбниң йоли тоғрилиқ тәлим алған болуп, отлуқ роһ билән Әйса һәққидә әйнән сөзләп тәлим берәтти. Бирақ униң хәвири пәқәт Йәһя \add пәйғәмбәр\add*ниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти.\f □ \fr 18:25 \fr*\ft \+bd «униң хәвири пәқәт Йәһя пәйғәмбәрниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти»\+bd* — демәк, Аполлосниң тәлими бәлким Йәһя пәйғәмбәрниң «Худаниң падишалиғи йеқинлашти», «Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи, йәни Қутқузғучи-Мәсиһ мениң кәйнимдин келиду» дегән сөзлиридин, шундақла «Мәсиһ Насарәтлик Әйса екән», дегән мәлуматлардин тәркиб тапқан болса керәк. У Әйса Мәсиһниң өлгини, тирилгәнлиги, шундақла униң Муқәддәс Роһни ата қилиши билән йеңи дәвир башлиғанлиғи тоғрилиқ хәвәрсиз қалған еди. 19:1-7 вә изаһатларни көрүң.\ft*\f* \m \v 26 У синагогда жүрәклик сөзләшкә башлиди. Уни аңлиған Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип, униңға Худаниң йолини техиму тәпсилий чүшәндүрди. \f □ \fr 18:26 \fr*\ft \+bd «Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип,...»\+bd* — яки «Прискилла билән Аквила уни айрим елип,...».\ft*\f* \v 27 Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, \add Әфәсуслуқ\add* қериндашлар \add Ахаядики\add* мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди. У шу йәргә берип, Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ етиқат қилғанларға қошулуп, уларға зор ярдәмдә болди. \f □ \fr 18:27 \fr*\ft \+bd «Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, Әфәсуслуқ қериндашлар Ахаядики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Кейин, Аполлосни риғбәтләндүрүп, Ахайидики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни тәләп қилди».\ft*\f* \x + \xo 18:27 \xo*\xt 1Кор. 3:6.\xt*\x* \v 28 Чүнки у хәлиқ-аләм алдида Йәһудийлар билән муназирилишип, уларға күчлүк рәддийә берип, муқәддәс язмиларни шәрһлиши билән Мәсиһниң Әйса екәнлигини испатлап бәрди. \b \b \m \c 19 \s1 Павлус Әфәсус шәһиридә \m \v 1 Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди. У йәрдә бәзи мухлислар билән учришип,\f □ \fr 19:1 \fr*\ft \+bd «ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди»\+bd* — яки «егизликләр арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди».\ft*\f* \x + \xo 19:1 \xo*\xt 1Кор. 1:12\xt*\x* \v 2 улардин: \m — Силәр етиқат қилғиниңларда, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. \m — Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.\f □ \fr 19:2 \fr*\ft \+bd «Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму?»\+bd* — грек тилида: «Муқәддәс Роһни қобул қилдиңларму?». \+bd «Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз»\+bd* — мошу җавапниң мәнаси бәлким «Муқәддәс Роһниң ата қилинғини яки Муқәддәс Роһниң инсанларға кәлгинини аңлимаптикәнмиз» дегәндәк болса керәк.\ft*\f* \m \v 3 Павлус йәнә: \m — Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр? — дәп сориди. \m — Биз Йәһя \add пәйғәмбәр\add* йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ, — деди улар.\f □ \fr 19:3 \fr*\ft \+bd «Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр?»\+bd* — яки «Ундақта, силәр немә дәп чүмүлдүрүлгәнсиләр?». \ft*\fp Ениқки, шу кишиләр Әйса Мәсиһниң намиға чүмүлдүрүлгән болса, ундақта уларни чүмүлдүргүзчи етиқатчи уларға «Худа Мәсиһкә етиқат қилғучиларниң һәммисигә Муқәддәс Роһини соғат қилип ата қилиду» дәп чүшәндүргән болуши керәк еди. Чүнки Мәсиһдә болған хуш хәвәр дәл шуки: (1) Мәсиһниң қурбанлиғи билән етиқатчи инсанларниң гуналири кәчүрүм қилиниду; (2) Мәсиһниң қурбанлиғи билән Худа етиқатчи инсанларға йеңи бир һаят ата қилиду; мошу һаят Муқәддәс Роһниң инсанниң қәлбидә макан қилиши билән башлиниду. Расул Петрусниң сөзлиригә қараң (2:38-39), «1Пет.» 3:21 вә бу айәт тоғрисида «қошумчә сөз»имиздики изаһатларни көрүң. \+bd «Биз Йәһя пәйғәмбәр йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ»\+bd* — уларниң җававиға қариғанда, улар мәрһум Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислири еди; мүмкинчилиги барки, улар Йәһя пәйғәмбәрниң товва қилиши вә суға чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ тәлимлирини Аполлостин аңлиған еди.\fp*\f* \m \v 4 Павлус: — Йәһя \add пәйғәмбәр\add* хәлиққә йәткүзгән чөмүлдүлүрүш болса гуналарға товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүлүш болуп, уларға өзидин кейин кәлгүчигә, йәни Әйсаға етиқат қилиш керәклигини тапилиған еди, — деди.\x + \xo 19:4 \xo*\xt Мат. 3:11; Мар. 1:4; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 11:16.\xt*\x* \m \v 5 Улар буни аңлап, Рәб Әйсаниң намида чөмүлдүрүлүшни қобул қилди. \v 6 Павлус қолини уларниң үстигә тәккүзүп туруши билән, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди.\f □ \fr 19:6 \fr*\ft \+bd «...Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди»\+bd* — Муқәддәс Роһниң уларға ата қилған «намәлум (карамәт) тилларда сөзләш» илтипати билән кишиләр өз сөзлирини чүшәнмигән һалда Худаға мәдһийә оқуп, униң сирлирини җакалайду («1Кор.» 14:2ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 19:6 \xo*\xt Рос. 8:17; 11:15.\xt*\x* \m \v 7 Улар тәхминән он икки әркәк киши еди. \m \v 8 Павлус үч ай давамида \add Әфәсус шәһиридики\add* синагогқа кирип, жүрәклик билән сөз қилип, улар билән Худаниң падишалиғидики ишлар тоғрисида муназирилишип қайил қилишқа тиришти. \v 9 Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишинишни рәт қилип, халайиқ алдида \add Рәбниң\add* йолиға һақарәт кәлтүргәндә, Павлус улардин чиқип, мухлисларниму айрип чиқти. У һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди. \f □ \fr 19:9 \fr*\ft \+bd «халайиқ алдида Рәбниң йолиға һақарәт кәлтүргәндә...»\+bd* — мошу йәрдә «Рәбниң йоли» грек тилида пәқәт «йол» дегән сөз билән ипадилиниду (чүнки етиқатниң нәзиридә пәқәт бир йолла бардур. 9:2ниму көрүң). \+bd «Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди»\+bd* — «лексийихана» яки «мәктәп»: Бу бәлким пәлсәпә үгитидиған бир мәктәп болса керәк. «Муназирә-музакирә өткүзүш» — бәлким ишәнмигәнләр билән муназирә қилиш (10-айәтни көрүң) вә ишәнгәнләргә көпрәк тәлим бериш.\ft*\f* \x + \xo 19:9 \xo*\xt 2Тим. 1:15.\xt*\x* \v 10 Бу иш икки жил давамлашти. Нәтиҗидә, Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммәйлән Рәбниң сөз-каламини аңлиди.\f □ \fr 19:10 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун...»\+bd* — демәк, «Йәһудийлар болсун, Йәһудий әмәсләр болсун...».\ft*\f* \b \m \s1 Скеваниң оғуллири \m \v 11 Худа Павлусниң қоллири арқилиқ карамәт мөҗизиләрни яратти. \x + \xo 19:11 \xo*\xt Мар. 16:20; Рос. 14:3.\xt*\x* \v 12 Кишиләр һәтта қол яғлиқ вә пәртуқларни Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң үстигә япатти. Нәтиҗидә, кесәлләр сақийип, яман роһлар улардин чиқип кетәтти. \m \v 13 Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди. \f □ \fr 19:13 \fr*\ft \+bd ««җинкәш» Йәһудийлар»\+bd* — мәхсус аталмиш «җин һайдаш қәспи» арқилиқ пул тапидиғанлар. \+bd «Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!»\+bd* — грек тилида: «... Әйсаниң намидин саңа қәсәм астида буйруймән!».\ft*\f* \v 14 Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди. \f □ \fr 19:14 \fr*\ft \+bd «Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди»\+bd* — яки «Бу ишни қилғучилар Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғли еди».\ft*\f* \v 15 Лекин \add улар қоғливәтмәкчи болған\add* яман Роһ уларға җававән: \m — Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди, \v 16 яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти. \m \v 17 Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди. \v 18 Нәтиҗидә, нурғун етиқатчилар бурунқи қилғанлирини иқрар қилип, алдиға чиқти. \x + \xo 19:18 \xo*\xt Мат. 3:6.\xt*\x* \v 19 Сеһиргәрлик қилғанлардин нурғун адәмләр өзлириниң сеһиргәрлик китап-палнамилирини әкелип \add бир йәргә догилап\add*, көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қиммити җәмий әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти. \f □ \fr 19:19 \fr*\ft \+bd «җәмий әллик миң күмүч тәңгә»\+bd* — бир тәңгигә бир қой келәтти. Шуңа һазирқи бойичә җәмий икки йерим миллион долларға баравәр еди (2006).\ft*\f* \v 20 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами күчгә егә болуп, бәрқ уруп үстүнлүккә өтти.\x + \xo 19:20 \xo*\xt Йәш. 55:11.\xt*\x* \b \m \s1 Әфәсус шәһиридә топилаң көтирилиду \m \v 21 Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, Павлус көңлидә, Македонийә вә Ахая өлкисидин өтүп Йерусалимға беришқа нийәт бағлиди. У: — У йәргә барғандин кейин, Рим шәһирини көрүп келишим керәк, — деди.\f □ \fr 19:21 \fr*\ft \+bd «Павлус көңлидә... нийәт бағлиди»\+bd* — грек тилида «Павлус роһта... нийәт бағлиди».\ft*\f* \x + \xo 19:21 \xo*\xt Рим. 15:25; Гал. 2:1.\xt*\x* \m \v 22 Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди.\f □ \fr 19:22 \fr*\ft \+bd «у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип...»\+bd* — Павлусниң шуниң мәхсити уларниң бәлким өзини кутүш үчүн вә бәлким өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн еди (20:1-3ни көрүң).\ft*\f* \m \v 23 Дәл шу чағда, \add Әфәсус шәһиридә\add* \add Рәбниң\add* йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди. \f □ \fr 19:23 \fr*\ft \+bd «Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди»\+bd* — «Рәбниң йоли» грек тилида пәқәт «йол» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 19:23 \xo*\xt 2Кор. 1:8.\xt*\x* \v 24 Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти. \x + \xo 19:24 \xo*\xt Рос. 16:16.\xt*\x* \v 25 Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға: \m — Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр; \v 26 һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду. \x + \xo 19:26 \xo*\xt Зәб. 113:12; Йәр. 10:3.\xt*\x* \v 27 Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған \add бу аял илаһимизниң\add* шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди.\f □ \fr 19:27 \fr*\ft \+bd «пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду!»\+bd* — Димитрийниң «аял илаһимизниң шан-шәриви» дегән сөзи бәлким Артемисниң һәйвәтлик бутханисиниму көрсәтмәкчи болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 28 Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта: \m — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди. \m \v 29 Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди. \f □ \fr 19:29 \fr*\ft \+bd «Халайиқ ... Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди»\+bd* — Артемисниң «бүйүк бутханиси» йоқап кәтти, амма бу серк мәйдани бүгүнгә қәдәр мәвҗут, униңға 25000 киши сиғиду.\ft*\f* \x + \xo 19:29 \xo*\xt Рос. 20:4; 27:2; Кол. 4:10.\xt*\x* \v 30 Павлус халайиқ арисиға кирмәкчи болған еди, лекин мухлислар униң киришигә йол қоймиди. \v 31 Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди. \m \v 32 Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти. \v 33 Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, \add Йәһудийларни\add* ақлимақчи болди. \f □ \fr 19:33 \fr*\ft \+bd «көпчилик уни алдиға турғузди»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «көпчилик бу иш униңға бағлиқ дәп ойлиди» дейилиду.\ft*\f* \v 34 Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: \m — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти. \f □ \fr 19:34 \fr*\ft \+bd «Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти»\+bd* — халайиқ Искәндәрни Павлус билән мунасивәтлик адәм, немила болмисун Йәһудий болғачқа, бутпәрәсликкә қарши болса керәк, дегән ойда болған болса керәк.\ft*\f* \v 35 Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди: \m — Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар! \f □ \fr 19:35 \fr*\ft \+bd «Артемисниң ... асмандин чүшкән сүрити...»\+bd* — яки «Артемисниң ... асмандин чүшкән теши...».\ft*\f* \v 36 Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк. \v 37 Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә \add сораққа тартишқа\add* елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс. \v 38 Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун; \v 39 вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим. \v 40 Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә! \m \v 40b Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти. \b \b \m \c 20 \s1 Павлусниң Македонийә вә Юнанға қайта бериши \m \v 1 Топилаң бесиққандин кейин, Павлус мухлисларни чақирип, уларни риғбәтләндүрди вә улар билән хошлишип, Македонийәгә қарап кәтти.\f □ \fr 20:1 \fr*\ft \+bd «Павлус мухлисларни чақирип, уларни риғбәтләндүрди вә улар билән хошлишип...»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «Павлус мухлисларни чақирип, уларни қучағлап улар билән хошлишип,...» дегән сөз дейилиду.\ft*\f* \v 2 У шу әтраптики жутларни арилап, етиқатчиларни нурғун сөз-тәлимләр билән риғбәтләндүргәндин кейин, Юнанға берип,\f □ \fr 20:2 \fr*\ft \+bd «Юнан»\+bd* — яки «Гретисйә».\ft*\f* \v 3 у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийәгә маңай дәп турғанда, Йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйқәсти билинип қелип, у Македонийә арқилиқ \add қуруқлуқ билән\add* қайтип кетиш қарариға кәлди. \v 4 Униңға һәмраһ болғанлар Бериялиқ Пиррусниң оғли Сопатер, Тесалоникалиқлардин Аристархус билән Секундус, Дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимуслар еди.\x + \xo 20:4 \xo*\xt Рос. 19:29; 21:29; 27:2; 1Кор. 1:14; Әф. 6:21; Кол. 4:7,10; 2Тим. 4:12; Тит. 3:12.\xt*\x* \v 5 Улар авал Троас шәһиригә берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.\f □ \fr 20:5 \fr*\ft \+bd «Улар авал Троас шәһиригә берип...»\+bd* — бәлким кемидә. \+bd «...бизниң йетип беришимизни күтүп турди»\+bd* — «биз» Луқаниң йәнә Павлус билән биллә екәнлигини көрситиду.\ft*\f* \v 6 Биз болсақ «петир нан һейти» күнлиридин кейин, Филиппи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә йәттә күн турдуқ. \m \v 7 Һәптиниң биринчи күни, биз нан уштушқа җәм болғанда, Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, җамаәткә сөз қилишқа башлиди; сөзини түн йеримгичә узартти.\f □ \fr 20:7 \fr*\ft \+bd «һәптиниң биринчи күн»\+bd* — йәни «йәкшәнбә күни». \+bd «биз нан уштушқа җәм болғанда»\+bd* — «нан уштуш»: Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн нан уштулиду («1Кор.» 11:20-34ни көрүң).\ft*\f* \v 8 Биз җәм болған жуқуриқи қәвәттики өйдә нурғун қара чирақлар йенип туратти.\f □ \fr 20:8 \fr*\ft \+bd «Биз җәм болған жуқуриқи қәвәттики өйдә нурғун қара чирақлар йенип туратти»\+bd* — бу чирақларниң ис-түтәклириниң өйни қаплиши билән 9-айәттә тилға елинған Әвтикусниң ухлап қелишиға тәсир йәткүзгән болуши мүмкин.\ft*\f* \v 9 Әвтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлус сөзләп хелә бир йәргә барғанда, уни үгдәк бесиватқан еди. Андин у ғәриқ уйқиға кетип, у үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп болған еди. \v 10 Павлус пәскә чүшүп, униң үстигә етилип, қучағлап туруп: \m Азапланмаңлар, у тириккән! — деди. \x + \xo 20:10 \xo*\xt 1Пад. 17:21; 2Пад. 4:34.\xt*\x* \v 11 Қайтидин өйгә чиқип, нанни уштуп йегәндин кейин, Павлус улар билән таң атқичә узун сөзләшти вә у бу йәрдин йолға чиқти. \v 12 \add Троастикиләр\add* болса һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Улар буниңдин чәксиз тәсәлли тапти.\f □ \fr 20:12 \fr*\ft \+bd «Улар буниңдин чәксиз тәсәлли тапти»\+bd* — әйни грек текст«Улар тапқан тәсәлли аз әмәс еди».\ft*\f* \b \m \s1 Павлусниң Әфәсус ақсақаллири билән хошлишиши \m \v 13 Биз болсақ Павлустин бурун Ассос шәһиригә кемә билән бардуқ. Чүнки Павлус шу йәргә пиядә барай, силәр мәндин авал йетип берип, у йәрдә мени кемигә еливелишни күтүңлар, дәп орунлаштурған еди. \v 14 Ассоста у биз билән учрашқандин кейин биз уни кемигә елип Митулин шәһиригә кәлдуқ. \v 15 Андин шу йәрдин чиқип, әтиси Хийос арилиниң удулиға келип турдуқ. Үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ; униң әтиси Милетус шәһиригә бардуқ. \f □ \fr 20:15 \fr*\ft \+bd «үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ...»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Трогиллиум шәһиридә қондуқ» дегән сөз тепилмайду. \+bd «әтиси Хийос арилиниң удулиға келип ... үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ; униң әтиси Милетус шәһиригә бардуқ»\+bd* — бу сәпәр йоли әтәй Әфәсус шәһиридин өткән еди (16-айәтни көрүң).\ft*\f* \v 16 Чүнки Павлус Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, деңиз сәпиридә Әфәсуста тохтимай өтүп кетишни қарар қилған еди. Сәвәви, у «орма һейти» күнини мүмкинқәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдирайтти. \f □ \fr 20:16 \fr*\ft \+bd «орма һейти»\+bd* — Тәвратта Йәһудий хәлқигә бекитилгән төртинчи һейт; у һейт «өтүп кетиш һейти»дин әллик күн кейин болғачқа, грек тилида «әлликлик һейт»му дейилиду. Һазирқи календардики вақит бәлким 5-ай еди. «Лав.» 23-бапни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 20:16 \xo*\xt Рос. 21:4,12.\xt*\x* \v 17 Әнди Милетус шәһиридин Әфәсусқа адәм әвәтип, җамаәттики ақсақалларни чақирди. \v 18 Улар кәлгәндин кейин, у уларға мундақ деди: \m — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум. \v 19 Рәбниң хизмитидә һәр тәрәптә кәмтәр болуп, көз яшлирим төкүлгәнлигини, шундақла Йәһудийларниң сүйқәстлири түпәйлидин бешимдин өткән синақларда чидиғанлиғимни билисиләр, \v 20 вә йәнә мәйли аммиви сорунларда болсун яки өй-өйләрдә болсун, силәргә тәлим бәргинимдә, силәргә пайдилиқ болсила һеч немини айимай җакалап, \v 21 Йәһудийлар һәм Грекләргиму Худа алдида товва қилиш вә Рәббимиз Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш керәклигигә гувалиқ берип җекилигәнлигим һәммиңларға мәлум.\x + \xo 20:21 \xo*\xt Мат. 3:2; Мар. 1:15; Луқа 24:47.\xt*\x* \m \v 22 Һазир мана, роһта бағланған һалда Йерусалимға кетиватимән. У йәрдә немә ишларниң бешимға чүшидиғанлиғини уқмаймән; \f □ \fr 20:22 \fr*\ft \+bd «мана, роһта бағланған һалда Йерусалимға кетиватимән»\+bd* — «роһта бағланған һалда» — уни қозғайдиған бу тәсирниң өз роһида яки Муқәддәс Роһта болғанлиғи ениқ әмәс. Павлусниң бу нийити бу ишта тоғра яки тоғра әмәс? 21:4-айәттики хәвәрдин қариғанда, униң шу қәтъий нийити тоғра әмәс, дәп ойлашқа майил болимиз.\ft*\f* \v 23 Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән барғанла шәһәрләрдә зиндан кишәнлири вә азап-оқубәтләрниң мени күтүп туридиғанлиғини алдин ениқ ейтип кәлмәктә. \v 24 Лекин мән өз мусапәмни тамамлишим, Рәб Әйсадин тапшурувалған хизмәтни ада қилишим, йәни Худаниң меһри-шәпқити тоғрисидики хуш хәвәрниң толуқ гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимаймән. \x + \xo 20:24 \xo*\xt Рос. 21:13; Гал. 1:1; Тит. 1:3.\xt*\x* \v 25 Мән силәр билән арилишип, һәммиңлар арисида жүрүп Худаниң падишалиғини җакалидим; әнди мана маңа мәлумки, буниңдин кейин силәрдин һеч ким йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр. \f □ \fr 20:25 \fr*\ft \+bd «Мән силәр билән арилишип, һәммиңлар арисида жүрүп Худаниң падишалиғини җакалидим»\+bd* — мошу йәрдә «Худаниң падишалиғи» грек тилида пәқәт «падишалиқ» билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 26 Шуниң үчүн, бүгүн силәргә гувалиқ қилип ейтип қояйки, мән һеч бириниң қениға қәриздар әмәсмән. \f □ \fr 20:26 \fr*\ft \+bd «Силәргә гувалиқ қилип ейтип қояйки, мән һеч бириниң қениға қәриздар әмәсмән»\+bd* — демәк, «араңларда һәр қандақ бир киши хуш хәвәр аңлаш пурсити болмай, қутқузулмиған болса мән буниңға җавапкар әмәсмән» дегәндәк.\ft*\f* \v 27 Чүнки мән Худаниң толуқ мәхсәт-ирадисини қилчә елип қалмай силәргә баян қилип йәткүзүштин баш тартмидим. \v 28 Муқәддәс Роһ силәрни Худаниң җамаитини беқиш үчүн Униң падиси ичидә йетәкчи қилип тиклигән еди; әнди өзүңларға һәм Өз Оғлиниң қени билән сетивалған барлиқ падисиға сәгәк болуңлар! \f □ \fr 20:28 \fr*\ft \+bd «Худаниң... Өз Оғлиниң қени билән сетивалған барлиқ падиси»\+bd* — «Өз Оғлиниң қени билән» грек тилида «Өзиниңкиниң қени билән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 20:28 \xo*\xt Әф. 1:7; Кол. 1:14; 1Пет. 1:19; 5:2; Вәһ. 5:9.\xt*\x* \v 29 Чүнки маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чилбөриләр араңларға кирип, падини һеч айимайду, \x + \xo 20:29 \xo*\xt 2Пет. 2:1.\xt*\x* \v 30 һәмдә һәтта араңлардинму бәзиләр мухлисларни өзлиригә тартивелиш үчүн һәқиқәтни бурмилиған түрлүк ишларни сөзләйду. \x + \xo 20:30 \xo*\xt Зәб. 40:10; Мат. 16:21; Рос. 1:17; 1Юһа. 2:19.\xt*\x* \v 31 Шуңа, сәгәк болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, һәр бириңларға көз яшлирим билән тохтимай несиһәт берип турғанлиғимни есиңларда тутуңлар. \m \v 32 Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһри-шәпқәт йәткүзидиған сөз-каламиға тапшуримән. Бу сөз-калам етиқатиңларни қурушқа һәм пак-муқәддәс қилинған барлиқ хәлқи арисида илтипат қилинидиған мирастин силәрни несип қилишқа қадирдур. \f □ \fr 20:32 \fr*\ft \+bd «Бу сөз-калам етиқатиңларни қурушқа ... қадирдур»\+bd* — силәрниң «етиқатиңларни қуруш» грек тилида пәқәт «силәрни қуруш» дегән билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 33 Мән һеч қачан һеч кимдин кийим-кечәк яки алтун-күмүч тама қилип бақмиғанмән. \x + \xo 20:33 \xo*\xt 1Кор. 9:12; 2Кор. 11:9; 12:13.\xt*\x* \v 34 Силәргә мәлумки, мән икки билигимгә тайинип, өзүмниң вә һәмраһлиримниң һаҗитидин чиқтим. \x + \xo 20:34 \xo*\xt Рос. 18:3; 1Кор. 4:12; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8.\xt*\x* \v 35 Бундақ қилип һәр бир ишларда мән силәргә мошундақ әҗир-әмгәк арқилиқ аҗиз-һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини, шундақла Рәб Әйса өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму бәхитликтур» дегинини есиңлардин чиқармаслиғиңлар керәклигини көрсәттим. \m \v 36 Бу сөзләрни қилип болуп, у һәммәйлән билән бирликтә тизлинип олтирип дуа қилди. \x + \xo 20:36 \xo*\xt Рос. 21:5.\xt*\x* \v 37 Һәммәйлән қаттиқ жиғлишип кәтти; Павлусниң бойниға есилип қучағлап, қизғин сөйүшти. \v 38 Уларни әң азаплиғини Павлусниң, «Буниңдин кейин йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр» дегән сөзи болди. Кейин, улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.\fig Расул Павлусниң хуш хәвәрни җакалиған 3-сәпири|src="paul3mission-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Рос.» 18:19, 20, 21, 23-28"\fig* \b \b \m \c 21 \s1 Павлусниң Йерусалимға бериши \m \v 1 Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ.\f □ \fr 21:1 \fr*\ft \+bd «Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ»\+bd* — бу айәттики «биз», «алдуқ» вә «бардуқ» дегән сөзләргә қариғанда, Луқа йәнә Павлусқа һәмраһ болди.\ft*\f* \v 2 Патарада Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ. \v 3 Сипрус арили көрүнгәндин кейин, уни сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп, Сурийәгә қарап меңип, Тур шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ. Чүнки кемә бу йәрдә жүк чүшүрмәкчи еди.\f □ \fr 21:3 \fr*\ft \+bd «уни \+bd*\+bdit , йәни Сипрус арилини\+bdit* сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп...» — демәк, «униң җәнубидин айлинип өтүп...».\ft*\f* \v 4 У йәрдә мухлисларни тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди.\f □ \fr 21:4 \fr*\ft \+bd «Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди»\+bd* — «несиһәт қилди» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «несиһәт қилатти». \ft*\fp Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тартидиған азаплиридин хәвәр бәргән еди. У аллиқачан башқа йәрләрдики мухлислардин мошу хәвәрни аңлиған (20:23). Лекин мошу йәрдә Муқәддәс Роһниң униңға «бармисун» дегән сөзигә қариғанда, униң Йерусалимға бериши Худаниң ирадиси әмәс, дәп ойлашқа майилмиз.\fp*\f* \x + \xo 21:4 \xo*\xt Рос. 20:23; 21:12.\xt*\x* \v 5 Бирақ биз у йәрдә туруш вақтимиз тошқанда, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Уларниң һәммиси, җүмлидин хотун-балилири бизни шәһәрниң сиртиғичә узитип чиқти. Һәммимиз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ. \v 6 Қучағлишип хошлашқандин кейин, биз кемигә чиқтуқ, улар өйлиригә қайтишти. \m \v 7 Тур шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, ахирида Питолимайс шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики қериндашлар билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ. \v 8 Әтиси, у йәрдин айрилип, Қәйсәрийә шәһиригә кәлдуқ. Биз бурун \add Йерусалимдики\add* «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ.\f □ \fr 21:8 \fr*\ft \+bd «Биз бурун Йерусалимдики «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ»\+bd* — Йерусалимдики «йәттә хизмәткар» — 6-бапни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 21:8 \xo*\xt Рос. 6:5; 8:29.\xt*\x* \v 9 Бу кишиниң техи ятлиқ қилинмиған, бешарәт-вәһийләрни йәткүзидиған төрт қизи бар еди.\x + \xo 21:9 \xo*\xt Йо. 2:28-29; Рос. 2:17.\xt*\x* \v 10 Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр Йәһудийә өлкисидин чүшти. \x + \xo 21:10 \xo*\xt Рос. 11:28.\xt*\x* \v 11 Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлвеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: \m — Муқәддәс Роһ мундақ дәйду: — Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду! — деди.\f □ \fr 21:11 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду!»\+bd* — 21-36-айәтләрни көрүң. Павлус римлиқларниң сориғиға тартилиду. Йәһудийларниң өз адәмлиридин бирини ят әллик кишиләрниң қолиға тапшуруши өзлиригә бәк уятлиқ иш болғачқа, уларниң Павлусқа болған өчмәнлиги наһайити ениқ туриду.\ft*\f* \x + \xo 21:11 \xo*\xt Рос. 20:23; 21:33.\xt*\x* \m \v 12 Буларни аңлап, һәм биз һәм шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлустин Йерусалимға бармиғин дәп өтүндуқ. \v 13 Лекин Павлус җававән: \m — Силәр немишкә бунчивала жиғлап, жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәб Әйсаниң нами үчүн тутқун болушла әмәс, шу йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — деди. \m \v 14 Биз уни қайил қилалмай, ахирида сүкүт қилип: \m — Рәбниң ирадиси ада қилинсун! — дедуқ.\x + \xo 21:14 \xo*\xt Мат. 6:10; Луқа 11:2; 22:42.\xt*\x* \m \v 15 Бу күнләрдин кейин, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йерусалимға чиқип бардуқ. \v 16 Қәйсәрийәлик мухлислардин бир нәччиси биз билән сәпәрдаш болди; улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди.\f □ \fr 21:16 \fr*\ft \+bd «улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: — «улар бизни (Йерусалимдики) өйидә күтмәкчи болған Минасон исимлиқ бир Сипруслуқни биз билән елип, униң өйигә башлап барди».\ft*\f* \b \m \s1 Павлусниң Яқуп билән көрүшүши \m \v 17 Йерусалимға йәткәндә қериндашлар бизни хошаллиқ билән қарши алди. \v 18 Әтиси, Павлус биз билән биллә Яқупни көргили барди. Яқуп билән ақсақалларниң һәммиси у йәргә жиғилған еди. \v 19 Павлус улар билән саламлашқандин кейин, Худаниң өзиниң хизмити арқилиқ әлләр арисида қилған ишлирини бир-бирләп уларға тәпсилий ейтип бәрди. \v 20 Буларни аңлиғанда, улар Худаға мәдһийә оқуди, андин Павлусқа: \m — Көрүватисән, и қериндишим, Йәһудийлар ичидә қанчә миңлиған етиқат қилғучилар бар! Уларниң һәммиси Тәврат қануниға \add әмәл қилишқа\add* интайин қизғин екән. \v 21 Улар сениң тоғраңда: «У әлләрниң арисида яшиған пүтүн Йәһудийларға Муса \add пәйғәмбәргә\add* тапшурулғинидин йенишни, йәни балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, Йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмаслиқни үгитиду» дәп аңлиди. \v 22 Әнди қандақ қилиш керәк? Чүнки халайиқ чоқум сениң бу йәргә кәлгәнлигиңни аңлап қалиду. \v 23 Шуңа бизниң дегинимиздәк қилғин: Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар. \f □ \fr 21:23 \fr*\ft \+bd «Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар»\+bd* — «қәсәм ичкән» Худаниң алдида ичкән; бу Худаниң разилиғини елиш үчүн яки униңға тәшәккүр ейтиш үчүн болған болса керәк. Бундақ қилиши әмәлийәттә «йеңи әһдә»гә мувапиқ әмәс, бәлки «кона әһдә»гә аит иш еди.\ft*\f* \v 24 Сән уларни елип, улар билән бирликтә \add Тәвраттики\add* тазилиниш қаидисидин өтүп, уларниң \add қурбанлиқ\add* чиқимлирини өзүң көтәргин, андин улар чачлирини чүшүрәләйду. Буниң билән, һәммәйлән сән тоғрилиқ аңлиғанлириниң һәммисиниң раст әмәслигини вә сениң өзүң Тәвратқа тәртиви бойичә риайә қиливатлиғиңни билип йетиду. \f □ \fr 21:24 \fr*\ft \+bd «тазилиниш қаидисидин өтүп...»\+bd* — «тазилиниш» ибраний тилида болса «таһарәт». \ft*\fp Яқуплар ейтқан шу «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интайин қизғин» болған Йәһудий етиқатчилар бәлким Павлусни «Йәһудий әмәсләр»ниң зиминлиридин өтүши билән «напак болди» дәп қариши мүмкин еди. \fp*\fp «Улар чачлирини чүшүрәләйду» — Тәврат, «Чөл.» 6:13-20ни көрүң. «Назарийлар» Худа алдида дуасиниң илтиҗа қилиниши үчүн яки тәшәккүр ейтиши үчүн чачлирини узун қоювитәтти. Қәсәмниң мөһлити тошқанда, авал қурбанлиқ сунуп андин чачлирини чүшүрүветәтти.\fp*\f* \v 25 Амма әлләрдин болған етиқатчиларға кәлсәк, биз уларға пәқәтла бутларға аталған нәрсиләрни йемәслик, қанни вә боғуп союлған һайванниң гөшиниму йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин өзлирини сақлаш тоғрилиқ қараримизни өткәнки хәт арқилиқ уқтурдуқ.\x + \xo 21:25 \xo*\xt Яр. 9:4; Мис. 20:3; Рос. 15:23; 1Кор. 8:1.\xt*\x* \m \v 26 Буниң билән, Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, \add каһинларға\add* өзлириниң паклиниш муддитиниң қачан тошудиғанлиғи, йәни һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди.\f □ \fr 21:26 \fr*\ft \+bd «... Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, ... һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди»\+bd* — бу иш, йәнә Яқупниң тәшәббус қилғини һәмдә униңға Павлусниң қошулуши, униң бу төрт киши билән «тазилиниш»и вә улар билән биллә қурбанлиқ қилиши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 21:26 \xo*\xt Рос. 24:6.\xt*\x* \b \m \s1 Павлусниң ибадәтханида тутқун қилиниши \m \v 27 Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар Павлусни ибадәтханида көрүп, халайиқни қутритип, униңға қол селип: \v 28 — Әй Исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Һәммә йәрдила, һәммә адәмгә хәлқимизгә, Тәврат қануниға вә ибадәтханиға қарши сөзләрни үгитиватқан адәм дәл шу. Униң үстигә, у йәнә Грекләрни ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғиди! — дәп чуқан көтәрди \v 29 (уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди вә Павлус уни ибадәтханиға башлап киргән, дәп ойлиған еди).\f □ \fr 21:29 \fr*\ft \+bd «... әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди»\+bd* — Әфәсуслуқ Трофимус Йәһудий әмәс, грек еди, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 21:29 \xo*\xt Рос. 20:4; 2Тим. 4:20.\xt*\x* \m \v 30 Шуниң билән, пүтүн шәһәр зил-зилигә кәлди. Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди. \f □ \fr 21:30 \fr*\ft \+bd «Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди»\+bd* — мәхсити шүбһисизки, ибадәтханиниң өзидә қалаймиқанчилиқ чиқмисун үчүн еди.\ft*\f* \v 31 Бу топ адәм Павлусни \add уруп\add* өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүткүл Йерусалимни малиманчлиқ қаплап кәткәнлиги тоғрисидики бир хәвәр у йәрдә турушлуқ \add Рим\add* қисминиң миң бешиға йәткүзүлди. \f □ \fr 21:31 \fr*\ft \+bd «ләшкәр қисминиң миң беши»\+bd* — грек тилида «хилиарқ»; әмәлийәттә 600 әскәрни башқуратти.\ft*\f* \v 32 Миң беши дәрһал ләшкәр вә бир нәччә йүз бешини елип, топ-топ адәмләрни бастурушқа жүгүрүп кәлди. Миң беши вә әскәрләрни көргән халайиқ Павлусни уруштин тохтиди. \v 33 Миң беши алдиға өтүп, ләшкәрләрни Павлусни тутуп икки зәнҗир билән бағлашқа буйруди. Андин у: \m — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.\x + \xo 21:33 \xo*\xt Рос. 21:11.\xt*\x* \m \v 34 Лекин \add топилаңчиларниң\add* ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейишип вақиришатти. Малиманчилиқ түпәйлидин миң беши һәқиқий әһвални ениқлашқа амалсиз қелип, ахир Павлусни қәлъәгә елип кетишни буйруди. \v 35 Лекин Павлус қәлъәниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаңчилар техиму зораванлишип кәткәчкә, ләшкәрләр уни көтиришкә мәҗбур болди. \v 36 Чүнки уларниң кәйнидин топ-топ адәмләр әгишип меңип: \m — У йоқитилсун! — дәп вақиришатти.\x + \xo 21:36 \xo*\xt Луқа 23:18; Юһ. 19:15; Рос. 22:22.\xt*\x* \b \m \s1 Павлусниң гувалиқ берип ақлиниши \m \v 37 Кәләгә әкирилишигә аз қалғанда, Павлус миң бешиға: \m — Сизгә бир еғиз сөз қилсам боламдикин? — дәп сориди. \m Миң беши: — Грекчә биләмсән? \v 38 Ундақта, илгири исян көтирип, «хәнҗәрчи қатиллар»дин төрт миң адәмни башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи Мисирлиқ әмәсмусән? — дәп сориди.\f □ \fr 21:38 \fr*\ft \+bd «хәнҗәрчи қатиллар»\+bd* — Рим империйәсигә қарши турған әң әшәддий сиясий еқим еди. Улар адәм өлтүрүшкә ишлитидиған әң яхши көридиған қурал кийим ичидә йошурушқа қолайлиқ болған хәнҗәр еди.\ft*\f* \m \v 39 Лекин Павлус: — Мән Йәһудий, Киликийә өлкисидики улуқ шәһәр Тарсусниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилишиңизни өтүнимән, — деди.\x + \xo 21:39 \xo*\xt Рос. 9:11,30.\xt*\x* \m \v 40 \add Миң беши\add* иҗазәт беривиди, Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишарити қилди. Қаттиқ җим-җитлиқ басқанда, у ибраний тилида сөзләшкә башлап: —\f □ \fr 21:40 \fr*\ft \+bd «у ибраний тилида сөзләшкә башлап..»\+bd* — «ибраний тилида» — Арамий диалектида болуши мүмкин.\ft*\f* \b \b \m \c 22 \m \v 1 — Қериндашлар вә ата-бовилар! Әнди өзүмни ақлаш сөзлиримгә қулақ салғайсиләр, — деди. \m \v 2 Улар Павлусниң ибраний тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. У сөзини давам қилди: \m \v 3 — Мән бир Йәһудий, Киликийәдики Тарсус шәһиридә туғулдум; лекин бу шәһәрдә беқип чоң қилиндим, Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим. Мән силәрниң бүгүн болғиниңларға охшаш, Худа йолиға интайин қизғин едим.\f □ \fr 22:3 \fr*\ft \+bd «Мән... Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим»\+bd* — оқурмәнләрниң есидә болса керәкки, Гамалийәл даңқи чиққан Тәврат өлимаси еди (5:24). Грек тилида «(Мән) Гамалийәлниң аяқлириниң алдида ... тәлим-тәрбийә алдим» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 22:3 \xo*\xt Рос. 5:34; 9:11; 21:39; 2Кор. 11:22\xt*\x* \v 4 Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум.\f □ \fr 22:4 \fr*\ft \+bd «Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум»\+bd* — «бу йолдикиләрни» — Мәсиһ йолидикиләрни, демәкчи. Грек тилида пәқәт «бу йолни» дейилиду; тиңшиғучилар һәммиси униң «Мәсиһ Әйсаниң йоли»ниң гепини қиливатқинини билгән болатти.\ft*\f* \x + \xo 22:4 \xo*\xt Рос. 8:3; 9:1; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 5 Бу тоғрилиқ баш каһин вә алий кеңәшмидики барлиқ ақсақалларму маңа гувачидур. Мән улардин Дәмәшқтики \add Йәһудий\add* қериндашларға йезилған хәтләрни тапшурувелип, шу йәрдә туруватқан бу \add йолдикиләрни\add* җазалаш үчүн, уларни тутқун қилип Йерусалимға апиримән дәп йолға чиққан едим. \v 6 Әнди шундақ болдики, сәпәр қилип Дәмәшқкә йеқинлашқанда, чүшкә йеқин, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.\x + \xo 22:6 \xo*\xt 1Кор. 15:8; 2Кор. 12:2.\xt*\x* \v 7 Мән йәргә жиқилип кәттим, андин маңа: «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим. \v 8 «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, У маңа: — «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Насарәтлик Әйсадурмән!» деди. \v 9 Мән билән биллә меңиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди. \f □ \fr 22:9 \fr*\ft \+bd «...лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди»\+bd* — яки «... лекин маңа қилған сөзләрни аңлимапту». Бу адәмләр бир авазни аңлиди, лекин немә дәватқанлиғини билмиди (9:7ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 22:9 \xo*\xt Дан. 10:7.\xt*\x* \v 10 Мән йәнә, «И Рәб, немә қилишим керәк?» дәп сорисам, Рәб маңа, «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, шу йәрдә сән ада қилиш бекитилгән ишларниң һәммиси тоғрилиқ саңа ейтип берилиду!» деди. \v 11 Һелиқи нурниң җулалиғидин көзлирим көрмәс болуп қалди. Йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди. \m \v 12 У йәрдә Тәврат қануниға ихлас бағлиған, Дәмәшқтики барлиқ Йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр болған Ананияс исимлиқ бир киши бар еди. \x + \xo 22:12 \xo*\xt Рос. 9:17.\xt*\x* \v 13 У келип, йенимда туруп: «Қериндаш Саул, бешиңни көтирип қара!» деди. Мән шуан бешимни көтирип қарап уни көрдум. \v 14 У маңа: «Ата-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний Болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди. \f □ \fr 22:14 \fr*\ft \+bd «аАта-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди»\+bd* — «Һәққаний Болғучи» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \v 15 Чүнки сән пүтүн инсанлар алдида көргән-аңлиғанлириңға Униң гувачиси болисән! \v 16 Шундақ екән, сән йәнә немигә һаял болисән? Орнуңдин туруп, Униң намиға нида қилип чөмүлдүрүлүп, гуналириңни юғузғин!» деди. \m \v 17 Шундақ болдики, Йерусалимға қайтип кәлгинимдин кейин, ибадәтханида дуа қиливатқинимда, бир ғайипанә көрүнүш мени орувалди \v 18 вә \add Рәбниң\add* маңа: «Чапсан бол, Йерусалимдин дәрһал кәт. Чүнки улар сениң маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду!» дәватқанлиғини көрдүм.\x + \xo 22:18 \xo*\xt Мат. 10:14.\xt*\x* \m \v 19 Мән, «И Рәб, улар мениң Саңа етиқат қилғанларни зинданға солап, һәр бир синагогларға кирип уларни урғанлиғимни билиду. \x + \xo 22:19 \xo*\xt Рос. 22:4.\xt*\x* \v 20 Сениң гувачиң болған Истипанниң қени төкүлгинидә, мәнму йенида туруп уни өлтүргәнләрниң қилмишлириға қошулуп, уларниң кийимлиригә қарап бәрдим!» — дедим. \x + \xo 22:20 \xo*\xt Рос. 7:58; 8:1.\xt*\x* \v 21 Бирақ у маңа: «Кәткин! Сени жирақтики әлләргә әвәтимән!» — деди.\x + \xo 22:21 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11.\xt*\x* \m \v 22 Павлус мошу сөзни дегичә халайиқ униңға қулақ селивататти. Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: \m — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти.\f □ \fr 22:22 \fr*\ft \+bd «Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти»\+bd* — демисәкму, уларниң Павлус бу сөзини көтирәлмәслигиниң сәвәви, Худаниң сөз-каламини өзлири интайин пәс көридиған «ят әлләр»гә йәткүзүшкә һәргиз болмайду, дәйдиған көзқарашта еди.\ft*\f* \x + \xo 22:22 \xo*\xt Рос. 21:36.\xt*\x* \m \v 23 Улар чирқиришип, чапан-йепинчилирини селип ташлап, топа-чаң соруватқанда, \v 24 миң беши Павлусни қәлъәгә елип кирип кетишкә әмир қиливиди, халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди. \f □ \fr 22:24 \fr*\ft \+bd «Миң беши ... халайиқниң \+bd*\+bdit Павлусқа\+bdit* немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди» — «қамчилап сорақ қилиш» болса римлиқлар гуман қилған адәмләрни гунайи бар дәп һесаплап, «һәқиқәтни ениқлаш үчүн» уларни қийнаш билән сорақ қилатти (уларниң «қамча»лири көп тасмилиқ болуп, һәр тасмисиға һәртүрлүк төмүр-сүйәк парчилири бағланған еди). Амма римлиқ пухралар болса ундақ муамилидин халас еди.\ft*\f* \v 25 Лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда, у йенида турған йүз бешиға: \m — Бир Рим пухрасини җинайити бекитилмәйла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.\f □ \fr 22:25 \fr*\ft \+bd «лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда...»\+bd* — «ғулачлитип бағлиғанда»: Римлиқлар сораққа тартилғучини қамчилаш үчүн униң икки қолини бағлап ғуличини керип турғузиду. \ft*\fp Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».\fp*\f* \m \v 26 Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип: \m — Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди. \m \v 27 Миң беши Павлусниң алдиға берип, униңдин: \m — Маңа ейтқин, сән растинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. \m — Раст, деди у. \m \v 28 — Мән наһайити жуқури баһада мошу пухралиққа егә болдум, — деди миң беши. \m Павлус: \m Амма мән туғулушумдинла шундақ! — деди. \m \v 29 Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзлирини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти.\f □ \fr 22:29 \fr*\ft \+bd «Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти»\+bd* — 24-айәттики изаһатни көрүң. Рим пухралирини җинайити бекитмәйла бағлашму қанунсиз иш еди.\ft*\f* \b \m \s1 Павлусниң алий кеңәшмидә өзини ақлиши \m \v 30 Миң беши Йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайитиниң һәқиқий сәвәвини билиш үчүн, әтиси уни йешип, баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйруди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди. \b \b \m \c 23 \m \v 1 Павлус алий кеңәшмә һәйәтлиригә тикилип туруп: \m Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак виҗданда меңип кәлдим, — деди.\x + \xo 23:1 \xo*\xt Рос. 24:16.\xt*\x* \m \v 2 Буни аңлиған баш каһин Ананияс \add Павлусниң\add* йенида турғанларға униң ағзиға урушни буйруди.\x + \xo 23:2 \xo*\xt 1Пад. 22:24; Йәр. 20:2; Юһ. 18:22.\xt*\x* \v 3 Павлус униңға: \m — Худа сени уриду, әй ақартилған там! Сән у йәрдә мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартишқа олтирисән, лекин Тәврат қануниға хилап һалда мени уруңлар дәп буйрудиңғу?! — деди.\f □ \fr 23:3 \fr*\ft \+bd Худа сени уриду, әй ақартилған там!\+bd* — Павлусниң «ақартилған там» дегини, «сирти аппақ көрүнидиған, ичи пәқәт патқақ-лайдин болған сахтипәзсән» дегән мәнидә. «Әз.» 13:8-16ниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 23:3 \xo*\xt Қан. 17:9.\xt*\x* \m \v 4 — Сән Худаниң баш каһиниға ашундақ һақарәт кәлтүрәмсән?! — дейишти йенида турғанлар. \v 5 Павлус: \m — И қериндашлар, мән униң баш каһин екәнлигини билмәптимән. Чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» дейилгән, — деди.\f □ \fr 23:5 \fr*\ft \+bd «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!»\+bd* — Тәврат, «Мис.» 22:28.\ft*\f* \x + \xo 23:5 \xo*\xt Мис. 22:27.\xt*\x* \m \v 6 Лекин Павлус уларниң бир қисминиң Садуқий, йәнә бир қисминиң Пәрисийләр екәнлигини билип, алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: \m — Қериндашлар, мән болсам Пәрисийләрдин болимән вә Пәрисийләрниң пәрзәнтимән. Мән өлгәнләр қайта тирилишқа бағлиған үмүт тоғрилиқ бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.\x + \xo 23:6 \xo*\xt Рос. 24:21; 26:6; Фил. 3:5.\xt*\x* \m \v 7 У бу сөзни дейиши биләнла, Пәрисийләр билән Садуқийлар арисида җедәл-ғовға қозғилип, кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти \v 8 (чүнки Садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилиши, яки пәриштә яки роһлар мәвҗут әмәс, дәйду. Лекин Пәрисийләр һәммисини етирап қилиду).\x + \xo 23:8 \xo*\xt Мат. 22:23; Мар. 12:18; Луқа 20:27.\xt*\x* \v 9 Буниң билән қаттиқ бир чуқан-сүрән көтирилип, Пәрисий тәрәпдари болған бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп: \m — Биз бу адәмдин һеч қандақ әйип тапалмидуқ! Бир роһ яки пәриштә униңға сөз қилған болса немә бопту! — дәп қаттиқ муназириләшти.\x + \xo 23:9 \xo*\xt Рос. 25:25; 26:31.\xt*\x* \m \v 10 Чуқан-сүрән техиму күчийип кәткәчкә, миң беши \add Йәһудийларниң\add* Павлусни тартиштуруп титма-титма қиливетишидин қорқуп, қисимға залға чүшүп уни уларниң арисидин зорлуқ билән тартип чиқип, қәлъәгә әкирип кетишини буйруди. \m \v 11 Шу күни кечиси, Рәб Павлусниң йенида туруп: \m — Җасарәтлик бол! Чүнки Йерусалимда Мән тоғрамдики ишларға толуқ гувалиқ бәргиниңдәк, Рим шәһиридиму шундақ гувалиқ қилишиң муқәррәр болиду! — деди.\x + \xo 23:11 \xo*\xt Рос. 18:9.\xt*\x* \b \m \s1 Павлусни өлтүрүш сүйқәсти \m \v 12 Әтиси әтигәндә, Йәһудийлар Павлусни өлтүрүшни қәстләп, уни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп өзлиригә ләнити бир қәсәмни қилишти. \x + \xo 23:12 \xo*\xt Рос. 23:21,29,30.\xt*\x* \v 13 Бу сүйқәст қәсимини ичкәнләр қириқ нәччә киши еди. \v 14 Улар баш каһинлар вә ақсақалларниң алдиға берип: \m — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә тетимаслиққа қаттиқ қәсәм ичтуқ. \v 15 Һазир силәр вә алий кеңәшмә униң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүшни банә қилип, вәкил әвитип уни кеңәшмигә елип келишни миң бешидин тәләп қилиңлар. У бу йәргә йеқин кәлмәйла уни җайливетишкә тәйяр туримиз, — деди. \m \v 16 Лекин Павлусниң сиңлисиниң оғли бөктүрмидин хәвәр тепип қәлъәгә кирип, Павлусқа мәлум қилип қойди. \v 17 Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға: \m — Бу балини миң беши билән көрүштүрүп қойсиңиз. Чүнки униңға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди. \m \v 18 Йүз беши уни елип миң бешиниң алдиға башлап кирип: \m — Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу балини сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди. Чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди. \m \v 19 Миң беши уни қолидин тутуп, бир чәткә тартип: \m — Маңа мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди. \m \v 20 У җававән мундақ деди: \m — Йәһудийлар Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрәйли дәп сәвәп көрситип өзлиридин әтә уни алий кеңәшмигә елип беришни тәләп қилиш үчүн тил бириктүрүшти. \x + \xo 23:20 \xo*\xt Рос. 23:12.\xt*\x* \v 21 Уларға қайил болмиғайла, чүнки қириқтин артуқ адәм уни пайлап туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дегән қарғиш қәсимигә бағлинипту. Улар һазир өзлириниң уларниң тәливигә мақул болушлирини күтүп туриду. \m \v 22 Миң беши униңға: \m — Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч кимгә тинма! — дәп тапилап, балини қайтурди. \b \m \s1 Павлусниң валий Феликскә тапшурулуши \m \v 23 Миң беши йүз бешидин иккини чақиртип: \m — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәрни бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқишқа һазирлаңлар! \f □ \fr 23:23 \fr*\ft \+bd «нәйзиваз ләшкәр»\+bd* — бу сөзниң толуқ мәнаси намәлум. \+bd «кечә саат тоққузда»\+bd* — грек тилида «кечидики үчиничи сааттә».\ft*\f* \v 24 Шуниң билән биллә, Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар! — дәп буйруди.\f □ \fr 23:24 \fr*\ft \+bd «Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар!»\+bd* — «улақларни тәйярлаңлар!» — бир улақ әмәс. Миң беши Павлусни Йерусалимдин 100 километр жирақ болған Қәйсәрийәгә бехәтәр йәткүзүшкә капаләтлик қилиш үчүн һазирлиған көп улақлар, әлвәттә.\ft*\f* \m \v 25 Миң беши \add Феликскә\add* мундақ бир хәт язди: — \m \v 26 «Һөрмәтлик валий Феликс җанаблириға Клавдиюс Лисиястин салам! \m \v 27 Ушбу адәмни Йәһудийлар тутувалған болуп, уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум. \f □ \fr 23:27 \fr*\ft \+bd «Йәһудийлар ... уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум»\+bd* — миң беши Лисияс әмәлийәттә Павлусни тутқандин кейинла униң Рим пухраси екәнлигини билгән еди.\ft*\f* \x + \xo 23:27 \xo*\xt Рос. 21:33.\xt*\x* \v 28 Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң немә екәнлигини ениқлимақчи болуп, уни Йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим. \v 29 Әмәлийәттә уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң өзлириниң Тәврат қануниға даир дәталаш мәсилиләргә мунасивәтлик екәнлигини байқидим, бирақ униңдин өлүм җазаси беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим. \v 30 Кейин, Йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә жүрүватқанлиғи һәққидики ахбарат маңа мәлум қилинғанда, дәрһал уни силигә йоллаттим вә шуниң билән биллә, униңға әрз қилғучиларниң өзлириниң алдида шикайәтлирини ейтишини буйрудум. Хәйр!». \m \v 31 Ләшкәрләр әнди буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди. \f □ \fr 23:31 \fr*\ft \+bd «Ләшкәрләр ... Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.»\+bd* — Антипатрис Йерусалимдин 55 километр жирақ, Йерусалим билән Қәйсәрийәниң оттурисида.\ft*\f* \v 32 Әтиси, атлиқ ләшкәрләр Павлусни елип меңишқа қалдурулуп, қалған ләшкәрләр \add Йерусалимдики\add* қәлъәгә қайтип кәлди. \v 33 Атлиқлар Қәйсәрийәгә кирип, хәтни валийға тапшурди вә Павлусниму униң алдида һазир қилди. \v 34 Валий хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип, \f □ \fr 23:34 \fr*\ft \+bd «Валий ... Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап,...»\+bd* — валийниң «қайси өлкә?» дегән соали грек тилида «қайси хил өлкә» дейилиду. Икки хил өлкә бар еди: (1) император өзи беваситә башқуридиған; (2) васитилик башқуридиған. Павлус иккинчи хил өлкидин болған болса, валий өзи Павлусниң дәвасини беваситә бир тәрәп қилалайтти.\ft*\f* \v 35 Униңға: \m — Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди вә уни Һерод ханниң ордисида нәзәрбәнд қилип қоюшни буйруди.\f □ \fr 23:35 \fr*\ft \+bd «... униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип, униңға: — Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди...»\+bd* — Киликийә (һазирқи шималий түркийидә) Қанаан (Пәләстин)дин жирақ җай еди, у бәлким Феликс башқуридиған җай болмиса керәк. Киликийә шунчә жирақ болғачқа, Павлусни шу йәргә ялап маңдурмай, бу ишни өзүм тәкшүрәй дегән қарарға кәлгән болуши мүмкин.\ft*\f* \b \b \m \c 24 \s1 Йәһудийларниң Павлус үстидин шикайәт қилиши \m \v 1 Бәш күндин кейин, баш каһин Ананияс ақсақаллардин бир нәччәйлән вә Тәртуллус исимлиқ бир адвокат билән Қәйсәрийәгә чүшүп, Павлус тоғрисидики рәсмий шикайәтлирини валийға сунди. \x + \xo 24:1 \xo*\xt Рос. 23:2.\xt*\x* \v 2-3 Павлус чақиртилип, Тәртуллус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: \m — Һөрмәтлик Феликс җанаблири! Биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз вә алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз.\f □ \fr 24:2-3 \fr*\ft \+bd «биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз»\+bd* — яки «биз өзлириниң қол астилирида узундин буян аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз». \+bd «алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз»\+bd* — бәзи римлиқ тарихчиларниң хатирилири бойичә, Феликс әмәлийәттә ачкөз, рәһимсиз вә қабилийәтсиз адәм еди.\ft*\f* \v 4 Бирақ өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн, шәпқәтлири билән сөзимизни қисқила аңлашлирини өтүнүп сораймән.\f □ \fr 24:4 \fr*\ft \+bd «өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн...»\+bd* — яки «өзлирини артуқчә аварә қилмаслиқ үчүн...».\ft*\f* \v 5 Чүнки биз шуни тонуп йәттуқки, бу адәм балахор болуп, пүткүл җаһандики Йәһудийлар арисида маҗира-топилаң пәйда қилишни күшкүрткүчи, шундақла «Насарәтликләр» дәп аталған мәзһәпниң каттивашлиридин биридур. \v 6-7 У бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди. Шуңа, биз уни тутувалдуқ вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди.\f □ \fr 24:6-7 \fr*\ft \+bd «у бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди....»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди» дегән сөзләр мошу йәрдә тепилмай, пәқәт «у бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди» дейилиду.\ft*\f* \x + \xo 24:6-7 \xo*\xt Рос. 21:28.\xt*\x* \v 8 Уни сорақ қилип көрсилә, бизниң униңға қилған әрзлиримизниң тоғрилиғини билип йетидила! \m \v 9 Сорунда болған Йәһудийларму униң ейтқанлириға қошулуп: Раст, раст, дәп шикайәтни күчәйтти. \b \m \s1 Павлусниң өзини ақлиши \m \v 10 Валий Павлусқа сөз қилғин дәп қол ишаритини қилғанда, у мундақ деди: \m — Мән силиниң узун жиллардин бери бу хәлиқни сорап кәлгәнликлирини билгәчкә, хатирҗәмлик билән алдилирида өзүм тоғрамда җавап беримән. \v 11 Асанла биләләйдилиги, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти. \v 12 Улар мениң ибадәтханида бирәр адәм билән муназириләшкинимни көрмигән, яки синагогларда яки шәһәрдә аммини топилаңға қутратқанлиғимниму һеч көрмиди. \x + \xo 24:12 \xo*\xt Рос. 25:8; 28:17.\xt*\x* \v 13 Улар йәнә һазир җанаблириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә һеч испатму кәлтүрәлмәйду. \m \v 14 Бирақ силигә шуни етирап қилимәнки, мән улар «мәзһәп» дәп атиған йол билән меңип, Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип, ата-бовилиримниң Худасиға ибадәт қилимән. \f □ \fr 24:14 \fr*\ft \+bd «Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип,...»\+bd* — «Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилири»: Йәһудий хәлқи бәзидә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән бәш китапни «Тәврат» вә Тәвраттики башқа қисимларни «Зәбур вә пәйғәмбәрләрниң китаплири» дәп атайду. «Тәбирләр» вә Тәвраттики «Кириш Сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \v 15 Мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду.\f □ \fr 24:15 \fr*\ft \+bd «мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду»\+bd* — оқурмәнләргә шу аянки, Инҗилда «үмүт» тилға елинғанда мүҗмәл бир тиләк-арзу әмәс, бәлки Худаниң вәдлиригә асаслинип, муқим, пухта мәлум бир ишни күтүшни билдүриду.\ft*\f* \m \v 16 Шу сәвәптин, өзүм һемишә Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак виҗданлиқ болушқа интилимән. \x + \xo 24:16 \xo*\xt Рос. 23:1.\xt*\x* \v 17 Мән \add Йерусалимдин\add* айрилғили хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә өз хәлқимгә хәйр-сәдиқә йәткүзүп бәргили вә Худа алдиға һәдийә сунғили барған едим. \x + \xo 24:17 \xo*\xt Рос. 11:29; Рим. 15:25.\xt*\x* \v 18 Мән бу ишларда болувататтим, бәзиләр мени тазилиниш қаидисини ада қилип болған чағда ибадәтхана һойлисида учратти; лекин мән әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, малиманчилиқ чиқарғинимму йоқ. \x + \xo 24:18 \xo*\xt Рос. 21:27.\xt*\x* \v 19 Әмәлийәттә мени учратқанлар болса Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар еди; уларниң үстүмдин шикайәтлири бар болса, әсли улар өзлири келип, силиниң алдилирида әрз қилишқа тоғра келәтти. \v 20 Болмиса, мошу сорундикиләр алий кеңәшмә алдида турғинимда, мениңдин қандақ җинайәт тапқанлиғини ейтип бақсун! \v 21 Пәқәт мундақ бир иш болған еди: — Мән уларниң алдида, «Бүгүнки күндә өлгәнләрниң қайта тирилиши тоғрилиқ силәрниң сориғиңларға тартилғанмән!» дәп вақириған едим.\x + \xo 24:21 \xo*\xt Рос. 23:6; 28:20.\xt*\x* \m \v 22 \add Рәбниң\add* йоли тоғрилиқ тәпсилий хәвири бар болған Феликс сорақни тохтитип, уларға: \m — Миң беши Лисияс кәлгәндә дәвайиңлар тоғрисидики һөкүмни чиқиримән, — деди. \m \v 23 У йүз бешиға Павлусни нәзәрбәнд астиға елип, амма униңға бир аз кәңчилик қилип, дост-бурадәрлириниң һәр қайсисиниң униң һаҗәтлиридин чиқишини тосмиғин, дәп буйруди.\x + \xo 24:23 \xo*\xt Рос. 27:3; 28:16.\xt*\x* \b \m \s1 Павлус валий Феликс билән Друсиланиң алдида \m \v 24 Бир нәччә күндин кейин, валий Феликс аяли Друсила билән биллә кәлди (Друсила Йәһудий еди). У Павлусни чақиртип, униңдин Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш йоли тоғрилиқ аңлиди. \v 25 Павлус һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилинишлар тоғрисида сөзләватқанда, Феликс вәһимигә чүшүп униңға: \m — Һазирчә қайтип турсаң болиду. Кейин маңа пәйт кәлгәндә, йәнә чақиртимән, — деди. \m \v 26 У шуниң билән бир вақитта Павлусниң пара беришини үмүт қилатти. Шуниң үчүн, уни имканқәдәр пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти. \v 27 Лекин икки жил тошқанда, Феликсниң орниға Поркиюс Фестус валий болди. Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн Павлусни солақта қалдурди.\f □ \fr 24:27 \fr*\ft \+bd «Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн...»\+bd* — яки «Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң қоллишиға еришиш үчүн...».\ft*\f* \b \b \m \c 25 \s1 Павлусниң валий Фестусниң алдида сорақ қилиниши \m \v 1 Фестус \add Йәһудийә\add* өлкисигә кирип, үч күндин кейин Қәйсәрийәдин чиқип Йерусалимға барған еди.\f □ \fr 25:1 \fr*\ft \+bd «Фестус \+bd*\+bdit Йәһудийә\+bdit* өлкисигә кирип...» — яки «Фестус өлкиниң валийлиғиға кирип,...».\ft*\f* \v 2 Баш каһинлар билән Йәһудийларниң мөтивәрлири униң алдида Павлусниң үстидин рәсмий шикайәт қилип, униңдин илтипат сорап, адәм әвитип Павлусни \v 3 Йерусалимға елип келишни өтүнди. Мәхсити, улар йол үстидә бөктүрмә тәйярлап Павлусни өлтүрүш еди. \v 4 Фестус буни аңлап уларға: \m — Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта туривәрсун. Мән йеқинда у йәргә қайтип кәтмәкчимән. \v 5 Араңлардин һоқуқдар болғанлар мән билән биллә чүшсун. Әгәр униң бирәр әйиви болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди. \m \v 6 Фестус уларниң ичидә сәккиз-он күндин артуқ турмай, Қәйсәрийәгә қайтип чүшти. Әтиси сорақ тәхтигә олтирип, Павлусни елип келишни буйруди. \v 7 Павлус кәлгәндә, Йерусалимдин чүшкән Йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләр билән қарилап шикайәтләрни қилди. Бирақ буларниң һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди. \v 8 Павлус өзини ақлап: \m — Мән һеч қайси ишта Йәһудийларниң қануниға, ибадәтханисиға яки \add император\add* Қәйсәргә қарши бирәр җинайәтму садир қилмидим, — деди.\x + \xo 25:8 \xo*\xt Рос. 24:12; 28:17.\xt*\x* \m \v 9 Лекин, Фестус Йәһудийларниң көңлини елишқа, уларға илтипат көрсәтмәкчи болуп Павлустин: \m — Йерусалимға берип, у йәрдә мениң алдимда бу шикайәтләргә асасән сотлинишқа рази боламсән? — дәп сориди. \m \v 10 Лекин Павлус җавап берип мундақ деди: \m — Мән һазир Қәйсәрниң сорақ тәхти алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзлиригә ениқ мәлум болғандәк, мән Йәһудийларға һеч қандақ наһәқлиқ қилмидим. \f □ \fr 25:10 \fr*\ft \+bd «Мән һазир Қәйсәрниң сорақ тәхти алдида туримән»\+bd* — император Қәйсәрниң алдида әмәс, бәлки униң сорақчи вәкили (Фестус)ниң алдида, әлвәттә.\ft*\f* \v 11 Әгәр җинайитим болса, шундақла өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мән өзүмни өлүмдин қачурмаймән. Бирақ уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлириниң асаси болмиса, һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!\f □ \fr 25:11 \fr*\ft \+bd «уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлириниң асаси болмиса, һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!»\+bd* — һәр бир Рим пухраси шикайәт қилинғанда сотниң қарариға нарази болса, жуқуриға (Қәйсәрниң өзигә) мураҗиәт қилиш һоқуқи бар еди.\ft*\f* \x + \xo 25:11 \xo*\xt Рос. 18:14.\xt*\x* \m \v 12 Андин Фестус мәслиһәтчилири билән сөзләшкәндин кейин, Павлусқа: \m — Сән Қәйсәргә мураҗиәт қилдиң — униң алдиға әнди барисән! — деди. \b \m \s1 Валий Фестусниң Агриппа хан ИИдин Павлус тоғрисида несиһәт сориши \m \v 13 Бир нәччә күндин кейин, Агриппа хан билән \add сиңлиси\add* Бәрники Фестусқа тәбрик-саламға Қәйсәрийәгә кәлди. \v 14 У йәрдә узун күнләр турғандин кейин, Фестус Павлусниң ишини ханға мәлум қилип: \m — Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар. \x + \xo 25:14 \xo*\xt Рос. 24:27.\xt*\x* \v 15 Мән Йерусалимға барғинимда, Йәһудий баш каһинлири билән ақсақаллири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазаға мәһкүм қилишимни тәләп қилишти. \v 16 Мән уларға, әрз қилинғучи әрз қилғучилар билән йүзләштүрүлүп, униңға өзини ақлаш пурсити берилмигичә, уни җазаға тапшуруш римлиқларниң адити әмәстур, дәп ейттим. \v 17 Шуңа улар мән билән биллә бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кәйнигә созмай, әтисила сорақ тәхтигә олтирип у кишини әкилишни буйрудум. \v 18 Әрз қилғучилар орунлиридин турғанда, уларниң униң үстидин шикайәт қилғанлири мениң ойлиғинимдәк рәзил ишлар әмәс еди, \v 19 Бәлки уларниң өз ибадәт түзүми тоғрилиқ вә Әйса исимлиқ бир киши һәққидә мәлум талаш-тартиш мәсилилири бар екән. У киши өлгән болуп, Павлус болса у тирилди дәйдикән. \v 20 Бу мәсилиләрни зади қандақ ениқлашни биләлмәй, мән Павлустин Йерусалимға берип, у йәрдә бу ишлар тоғрилиқ сораққа тартилишқа рази болуш-болмаслиғини сориған едим. \v 21 Павлус солақта туруп император җанаблириниң сорақ қарарини чиқиришини мураҗиәт қилғандин кейин, мән уни Қәйсәрниң алдиға әвәткичә, солақта тутуп турушни буйрудум. \m \v 22 Агриппа Фестусқа: \m — Мениңму бу кишиниң сөзлирини аңлап баққум бар, — деди. \m — Әтә аңлайсиз, — деди у. \m \v 23 Шуниң билән әтиси, Агриппа билән Бәрники һәйвәт билән аммивий жиғин залиға кирип кәлди, миң бешилар вә шәһәр каттивашлириму улар билән биллә кирип келишти. Фестус әмир қиливиди, Павлус елип кирилди. \m \v 24 Фестус мундақ деди: \m — Агриппа падиша алийлири вә мошу сорунға жиғилған җанаблар! Бу кишини көрүватисиләр. Һәм Йерусалимда һәм бу йәрдә пүтүн Йәһудий аһалиси униң тоғрилиқ әрз қилип маңа мураҗиәт қилип, у тирик қалдурушқа болмайду! — дәп чурқирашқан еди. \v 25 Лекин мән униңдин өлүм җазаси беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир бу киши император җанаблириға мураҗиәт қилди. Шуниң билән уни \add Римға\add* әвәтишни қарар қилдим. \x + \xo 25:25 \xo*\xt Рос. 23:9; 26:31.\xt*\x* \v 26 Бирақ униң һәққидә ғоҗамға мәлум қилип язғидәк иш йоқ. Шуниң билән әһвални рәсмий тәкшүрүп бирәр язғидәк мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бирлириниң алдиға, болупму сили, Агриппа падиша алийлириниң алдиға елип кәлдим. \v 27 Чүнки мәһбусни сотқа әвәткәндә, униң үстидин қилинған шикайәтләрни ениқ көрсәтмәслик маңа нисбәтән орунлуқ әмәстәк билиниду. \b \b \m \c 26 \s1 Павлусниң Агриппа хан алдида гувалиқ бериши \m \v 1 Шуниң билән, Агриппа Павлусқа: \m — Өзүңниң гепиңни қилишиңға рухсәт, — деди. \m Павлус қолини созуп өзини ақлашқа башлиди: \m \v 2-3 — И Агриппа хан, бүгүн алдилирида Йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлар тоғрилиқ җавап бериш пурситигә несип болғанлиғим үчүн, болупму өзлириниң Йәһудийларниң адәтлири вә уларниң арисидики талаш-тартишлиридин хәвәрлири болғанлиғи үчүн өзүмни бәхитлик һесаплаймән! Шуниң үчүн дегәнлиримни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән. \m \v 4 Мениң дәсләпки вақитлиримда, йәни кичигимдин тартип өз елимдә, Йерусалимда жүрүш-турушумниң қандақ екәнлиги Йәһудийларниң һәммисигә аян. \v 5 Улар шу дәсләпки вақтимдин бери мени тонуғачқа (әгәр халисаиди, шуниңға гувалиқ берәтти), мениң ибадәт түзүмидики әң тәләпчан мәзһәпниң шәртлири бойичә яшап, йәни Пәрисий болуп өмрүмни өткүзгинимни билиду. \v 6 Әнди мән Худа ата-бовилиримизға қилған вәдигә бағлиған үмүтүм түпәйлидин һазир сорақ қилиниватимән.\x + \xo 26:6 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20.\xt*\x* \v 7 Шу \add вәдиниң\add* несивисигә йетишни бизниң пүткүл он икки қәбилимиз кечә-күндүз тохтавсиз Худаға ибадәт қилип үмүт қилмақта. И алийлири, Йәһудийларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири дәл шу үмүткә бағлиқтур! \v 8 \add Халайиқ\add*, Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?\f □ \fr 26:8 \fr*\ft \+bd «Халайиқ, Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?»\+bd* — демисәкму, Павлус көздә тутқан үмүт (7-айәтни көрүң) Худаниң вәдиси билән, Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятқа тирилиштин ибарәт еди.\ft*\f* \m \v 9 Дәрвәқә, өзүмму әслидә Насарәтлик Әйсаниң намиға қарши нурғун ишларни қилишим керәк дәп қайил едим \x + \xo 26:9 \xo*\xt Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.\xt*\x* \v 10 вә Йерусалимда әнә шундақ ишларни қилған едим. Баш каһинлардин һоқуқ елип, өзүм Худаниң нурғун муқәддәс бәндилирини зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим. \f □ \fr 26:10 \fr*\ft \+bd «улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим»\+bd* — «аваз қошқан едим» грек тилида «мән уларға қара таш ташлидим». Йәһудийлар арисида кона заманларда «аваз бериш» ақ яки қара бир ташни ташлаш билән билдүрүләтти.\ft*\f* \v 11 Мән һәммә синагогларда көп қетим уларни издәп тепип җазалап, күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим. Мән уларға тәлвиләрчә өч болуп, һәтта яқа жуттики шәһәрләргә берип, уларға зиянкәшлик қилған едим. \f □ \fr 26:11 \fr*\ft \+bd «мән ... уларни ... күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим»\+bd* — «күпүрлүк гәп қилиш» мошу йәрдә мәнаси бәлким Мәсиһгә күпүрлүк сөз қилип, етиқаттин ваз кечишни көрситиши мүмкин.\ft*\f* \m \v 12 Бу ишларда болуп баш каһинлар бәргән толуқ вәкиллик һоқуқи билән Дәмәшқ шәһиригә қарап сәпәр қиливататтим. \v 13 Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән, қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиватқанларни йорутувәткәнлигини көрдүм. \v 14 Һәммимиз йәргә жиқилған болуп мән ибраний тилида ейтилған: «Әй Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» дегән бир авазни аңлидим.\f □ \fr 26:14 \fr*\ft \+bd «Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!»\+bd* — Рәб Саулни җаһил ешәккә охшитиду. Ешәкни егиси зихлиғанда маңмай қийиқ атса техиму азап тартиду, әлвәттә. Саулниң виҗдани шуниңға охшаш Рәбниң бәндилиригә яманлиқ қилғанлиғи түпәйлидин санҗилған болса керәк.\ft*\f* \m \v 15 Мән: — «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, Рәб маңа: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән! \v 16 Әнди орнуңдин тур; чүнки Мән сени сән көргән ишларға һәмдә Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум. \f □ \fr 26:16 \fr*\ft \+bd «Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум»\+bd* — «ғәзничи ғоҗидар» немини көрситиду? Демәк, Саул Мәсиһ униңға тапшурған вә тапшуридиған вәһийләрни вә калам-созни сақлашқа мәсъул болған «ғәзничи» яки «аманәтчи» болиду вә кәлгүсидә бу һәқиқәтләрни барлиқ җамаәтләргә йәткүзүш хизмитидә болиду.\ft*\f* \v 17-18 Мән сени өз хәлқиңниң һәм әлләрниң қолидин қутқузимән — чүнки мән сени ят әлликләрниң көзлирини ечип, уларниң қараңғулуқтин йоруқлуққа, Шәйтанниң илкидин Худаға бағлинишқа бурулуши үчүн уларниң арисиға әвәтимән. Шуниң билән улар гуналириниң кәчүрүмигә, шундақла Маңа етиқат қилиш арқилиқ пак-муқәддәс қилинғанларниң арисида мирасқа муйәссәр болиду» — деди.\x + \xo 26:17-18 \xo*\xt Йәш. 60:1.\xt*\x* \m \v 19 Шуңа, и Агриппа алийлири, мән әрштин кәлгән бу ғайипанә көрүнүшкә итаәтсизлик қилмидим. \v 20 Бәлки алди билән Дәмәшқ хәлқигә, андин Йерусалим шәһиридикиләргә, пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләргә һәмдә ят әлликләргиму, «Товва қилип, Худаға бағлиниңлар, шундақла товва қилишқа уйғун әмәлләрни көрситиңлар» дәп җакалап хәвәр йәткүзүп кәлдим. \x + \xo 26:20 \xo*\xt Рос. 9:19,28; 22:17,21.\xt*\x* \v 21 Бу ишлар түпәйлидин Йәһудийлар мени ибадәтхана һойлисида тутуп, муштлап өлтүрүвәтмәкчи болушти. \x + \xo 26:21 \xo*\xt Рос. 21:30.\xt*\x* \v 22 Лекин бүгүнгичә Худаниң ярдәм-мәдитигә муйәссәр болуп мән чиң туруватимән, төвәндикиләр болсун жуқуридикиләр болсун һәммәйләнгә гувалиқ берип кәлдим. Гувалиғим дәл пәйғәмбәрләр һәм Муса өзи бешарәт қилип ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс — \v 23 демәк, Мәсиһ җәзмән азап-оқубәт чекип, тунҗа болуп өлүмдин тирилгүчи болуп \add Йәһудий\add* хәлқигә һәм пүткүл әлләргиму йоруқлуқ җакалайду.\x + \xo 26:23 \xo*\xt Йәш. 60:1-3, 19, 20\xt*\x* \m \v 24 Павлус бу ишларни ейтип өзини шундақ ақлаш җававини бәргәндә, Фестус жуқури аваз билән униңға: \m — Павлус, сараң болупсән! Билимиңниң көплиги әқлиңни аздурупту! — деди. \m \v 25 Лекин Павлус: — Сараң әмәсмән, и Фестус җанаблири, мән бәлки һәқиқәткә уйғун һәм салмиқи бар сөзләрни җар қилимән. \v 26 Чүнки \add Агриппа\add* алийлириниң бу ишлардин хәвири бар. Мән униңға жүрәклик билән очуқ сөзләватимән, чүнки бу ишларниң һеч қайсисиниң униңдин йошурун әмәслигигә ишинимән. Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!\f □ \fr 26:26 \fr*\ft \+bd «Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!»\+bd* — «бу иш» — Мәсиһниң тартқан азап-оқубәтири, өлүми вә тирилиши, демәк.\ft*\f* \m \v 27 — Әй Агриппа алийлири, өзлири пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириға ишинәмдила? Мән ишинидиғанлиқлирини билимән! — деди. \m \v 28 Агриппа Павлусқа: \m — Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән? — деди.\f □ \fr 26:28 \fr*\ft \+bd «Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән?»\+bd* — «христиан» тоғрилиқ 11:26дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \m \v 29 Павлус: \m — Мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун, пәқәт өзлириниң әмәс, бәлки бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай (пәқәт мәндики зәнҗирләр силәрдә болмисун!) дәп Худадин тиләймән, — деди.\f □ \fr 26:29 \fr*\ft \+bd «мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун ... бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай...»\+bd* — Павлусниң уларни ниҗатлиққа еришсун дәп өзиниң керәк болса узун вақитқичә сөзлигәнлигигә рази болғанлиғини көрситиватиду.\ft*\f* \x + \xo 26:29 \xo*\xt 1Кор. 7:7.\xt*\x* \m \v 30 Шуниң билән \add Агриппа\add* хан, шундақла валий, Бәрники вә улар билән биллә олтарғанлар орунлиридин туруп, \v 31 \add залдин\add* чиқип, бир-биригә: \m — Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик һеч бир җинайити йоқ екән! — дейишти.\x + \xo 26:31 \xo*\xt Рос. 23:9; 25:25.\xt*\x* \m \v 32 Агриппа Фестусқа: \m — Бу адәм Қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, қоюп берилсә болидикәнтуқ! — деди. \b \b \m \c 27 \s1 Павлус вә һәмраһлириниң Рим шәһиригә қилған деңиз сәпири \m \v 1 Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз қарар қилинғандин кейин, әмәлдарлар Павлус билән башқа бир нәччә мәһбусни «Авғустус қисми»дики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшурди.\f □ \fr 27:1 \fr*\ft \+bd «Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз...»\+bd* — «биз» дегән сөзгә қариғанда Луқа қайтидин Павлусқа һәмраһ болған еди. «Италийәгә» — Рим шәһири Италийәниң пайтәхти еди. \+bd «Авғустус қисми»\+bd* — яки «шаһанә қошун». «Авғустус» болса биринчи Рим императори еди. «Қисим» яки «қошун» мошу йәрдә 600 ләшкәрлик бирликни көрситиду.\ft*\f* \v 2 Биз Адрамиттиумниң бир кемисигә чиқтуқ. Кемә Асия өлкисиниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баратти. Тесалоника шәһиридин болған Македонийәлик, Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди. \v 3 Әтиси биз Зидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға берип уларниң ғәмхорлиғини қобул қилишиға рухсәт қилди.\x + \xo 27:3 \xo*\xt Рос. 24:23; 28:16.\xt*\x* \v 4 Биз у йәрдин йәнә деңизға чиқтуқ. Шамаллар қеришқандәк қарши тәрипимиздин чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ. \v 5 Киликийә вә Памфилийә өлкилириниң удулидики деңиздин өтүп, Ликийә өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ. \v 6 Шу йәрдә йүз беши Искәндәрийә шәһиридики Италийәгә баридиған башқа бир кемини тепип, бизни униңға чиқирип қойди. \m \v 7 Деңизда көп күнләр наһайити аста меңип, тәсликтә Кинидос шәһириниң удулиға кәлдуқ. Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний \add йерим арили\add*дин өтүп,\f □ \fr 27:7 \fr*\ft \+bd «Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң Шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний йерим арилидин өтүп... »\+bd* — әслидә улар мәғрип тәрәпкә маңмақчи, һазир җәнупқа қарап маңиду. «Расул Павлусниң сәпәрлири» дегән хәритини көрүң.\ft*\f* \v 8 деңизда тәсликтә илгириләп қирғақни бойлап, Ласея шәһиригә йеқин болған «Гөзәл арамгаһ» дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ. \m \v 9 Сәпәр билән хелә вақитлар өтүп, роза күни аллиқачан өткән болғачқа, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә несиһәт қилип:\f □ \fr 27:9 \fr*\ft \+bd «роза күни аллиқачан өткән болғачқа,...»\+bd* — Йәһудийларниң «роза күни» адәттә тоққузинчи айда болиду, һазир күз пәсли болса керәк. Онинчи айдин кейин боран көп болғанлиқтин «Оттура деңиз»да сәпәр қилиш хәтәрлик еди.\ft*\f* \m \v 10 — Бурадәрләр, бу сәпәрниң балаю-апәт вә еғир зиян билән түгәйдиғанлиғини көрүватимән; мал вә кемидин мәһрум болупла қалмай, сәпәр өз җенимизғиму замин болиду! — дәп агаһландурди. \m \v 11 Бирақ йүз беши болса Павлусниң сөзигә ишәнмәй, кемә башлиғи билән кемә егисиниң сөзигә ишәнди. \v 12 Униң үстигә, бу портму қишлашқа мувапиқ җай болмиғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Феникс болса Крет арилидики бир деңиз порти болуп, бир тәрипи ғәрбий җәнупқа вә бир тәрипи ғәрбий шималға қарайтти.\f □ \fr 27:12 \fr*\ft \+bd «роза күни аллиқачан өткән болғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди...»\+bd* — Феникс порти қишлиқ (адәттә шәрқий җәнуп вә шәрқий шималдин чиққан) шамалларға далда болғачқа, қишлаш үчүн яхши җай еди.\ft*\f*\fig Расул Павлусниң Рим шәһиригә маңған сәпири|src="paul4mission-ucyr-01.jpg" size="span" ref="«Рос.» 27, 28"\fig* \b \m \s1 Деңиздики боран-чапқун \m \v 13 Җәнуптин мәйин шамал чиқивататти, көпчилик нишанимизға йетидиған болдуқ дәп, ләңгәрни еливетип, кемини Крет арилиниң қирғиқини бойлап һайдап маңди. \v 14 Лекин узун өтмәй, аралдин қаттиқ «шәрқий шималдин кәлгүчи» дәп атилидиған әшәддий қара боран чиқип кәтти. \v 15 Кемә буранниң қамаллиғида қалғачқа, уни шамалға йүзләндүрәлмәй, боранниң мәйличә меңишиға қоюп бәрдуқ. \v 16-17 Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ. Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди. Кеминиң Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилириға қеқилип петип қелишидин қорқуп, тормуз ләңгәрлирини чүшүрүп, кемини шамалниң һайдишигә қоюп бәрди. \f □ \fr 27:16-17 \fr*\ft \+bd «Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ»\+bd* — адәттә қолвақ кеминиң кәйнидин сөритилип меңилатти. \+bd «Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди»\+bd* — бу арғамчилар кеминиң парчилинип кетишиниң алдини елиши үчүн кемини чиң тутуп туратти. \+bd «Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилири»\+bd* — «Сиртис» дегән һазирқи Ливийәдики икки деңиз қолтуғиниң исмидур. Шу қолтуқларда көп тейиз җайлар вә деңиз астида дайим көчмә қум догилири болғачқа, кемиләр үчүн бәк хәтәрлик җайдур. \+bd «кеминиң ... тормуз ләңгәрлири»\+bd* — болса йеникрәк ләңгәр болуп, деңиз тегигә тирилип кеминиң алдиға меңишини астилитатти. Башқа бир хил тәрҗимиси «йәлкәнләрни чүшүрүп»; амма бизниңчә шундақ әшәддий буранда йәлкәнләр аллиқачан чүшүрүлгән болатти.\ft*\f* \v 18 Боран үстимизгә шиддәтлик соққачқа, әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди. \f □ \fr 27:18 \fr*\ft \+bd «... әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди»\+bd* — мални ташлашниң мәхсити кеминиң парчилиниш мүмкинчилигини азайтиш үчүн уни йениклитиштин ибарәт.\ft*\f* \v 19 Үчинчи күнидә улар өз қоллири билән кемидики қурал-җабдуқлирини деңизға ташливәтти. \v 20 Көп күнләргичә я күн я юлтузлар көрүнмәй, боран-чапқун йәнила шиддәтлик үстимизгә тохтимай соқувәргәчкә, ахирда қутулуп қелиш үмүтүмизму йоққа чиққан еди. \m \v 21 Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә көп күнләр болғандин кейин, Павлус уларниң арисида туруп: \m — Бурадәрләр, силәр балдурла мениң гепимгә қулақ селип Креттин деңизға чиқмаслиғиңлар керәк еди. Шундақ қилған болсаңлар бу балаю-апәт вә зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттиңлар. \v 22 Лекин әнди силәрни ғәйрәтлик болушқа дәвәт қилимән. Чүнки араңларда һеч қайсиңлар җенидин айрилғини йоқ, пәқәт кемидинла мәһрум қалисиләр. \v 23 Чүнки мән тәвә болған вә ибадәт-хизмитини қилип кәлгән Худаниң бир пәриштиси түнүгүн кечә йенимға келип \v 24 маңа: «Павлус, қорқма! Сән Қәйсәрниң алдиға берип турушуң керәк; вә мана, Худа шапаәт қилип сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисиниң җенини тилигиниңни саңа иҗабәт қилди!» деди. \v 25 Шуниң үчүн әй әпәндиләр, ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Худаға ишинимәнки, маңа қандақ ейтилған болса шундақ әмәлгә ашурулиду. \v 26 Бирақ биз мәлум аралниң қирғиқиға урулуп кетишимиз муқәррәр болиду. \m \v 27 Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси, кемә Адриатик деңизида ләйләп жүрүватқан болуп, түн ниспидә, кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қаптуқ, дәп ойлиди. \v 28 Улар чоңқурлуқни өлчәш арғамчисини деңизға чүшүрүп, суниң чоңқурлуғини өлчәп көргән еди, жигирмә ғулач чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчивиди, он бәш ғулач чиқти. \v 29 Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип, таң етишни тәлмүрүп күтүп турди. \f □ \fr 27:29 \fr*\ft \+bd «улар ... кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип,..»\+bd* — бу төрт ләңгәрни (деңизға) ташлашниң мәхсити кемини тохтитиш, әлвәттә.\ft*\f* \v 30 Лекин кемичиләр кемидин қачмақчи болуп кеминиң бешидинму ләңгәрни елип ташливетәйли дәп банә көрситип, қолвақни деңизға чүшүрди. \v 31 Павлус йүз беши вә ләшкәрләргә: \m — Бу \add кемичиләр\add* кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди. \m \v 32 Буниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди. \f □ \fr 27:32 \fr*\ft \+bd «кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди»\+bd* — яки «кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни деңизға ташливәтти».\ft*\f* \v 33 Таң атай дегәндә, Павлус һәммәйләнни бир аз ғизалинивелишқа дәвәт қилди. У: \m — Силәрниң дәккә-дүккә ичидә һеч немә йемәй турғиниңларға он төрт күн болди. \v 34 Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Чүнки һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилишқа тоғра келиду; чүнки һеч қайсиңларниң бешидики бир тал мойму зиянға учримайду! — деди.\x + \xo 27:34 \xo*\xt Мат. 10:30.\xt*\x* \m \v 35 Бу сөзни қилип болуп, у қолиға бир парчә нанни елип, көпчиликниң алдида Худаға тәшәккүр ейтип уштуп йеди. \x + \xo 27:35 \xo*\xt 1Сам. 9:13; Юһ. 6:11; 1Тим. 4:3.\xt*\x* \v 36 Шуниң билән һәммәйлән ғәйрәтлинип ғизалинишқа башлиди \v 37 (кемидә биз җәмий икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ). \v 38 Һәммәйлән қосақлирини тоқлиғандин кейин, кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташливәтти. \b \m \s1 Кеминиң ғәриқ болуши \m \v 39 Таң атқанда, кемичиләр қуруқлуқниң нә екәнлигини тонумиди. Лекин униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә урулдуруп қуруқлуққа чиқармақчи болди. \v 40 Улар алди билән ләңгәрләрни бошиветип, уларни деңизға ташливәтти. Шуниң билән бир вақитта, кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни шамалға чиқирип, кемини қумлуқниң қирғиқиға қаритип маңдурди. \f □ \fr 27:40 \fr*\ft \+bd «кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти»\+bd* — деңиз шундақ күчлүк долқунлиғанда, бу палақларни деңизға чүшүрүшниң пайдиси болмайтти. Шуңа улар дәхли болмисун үчүн палақни бир-биригә четип кемигә деңиздин көтирипрақ бағлап қойған еди. Уни әң ахирқи қетим ишлитишкә болатти, әгәр қаттиқ долқунда бузулуп кәтсә амал йоқ болатти.\ft*\f* \v 41 Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди; кеминиң беши деңиз тегигә урулуп петип, мидирлимай қалди, лекин кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәрбиси билән чувулуп кетишкә башлиди.\f □ \fr 27:41 \fr*\ft \+bd «Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Кемә қирғаққа йәткичә деңиз астидики қум догисиға урулуп петип қалди».\ft*\f* \x + \xo 27:41 \xo*\xt 2Кор. 11:25.\xt*\x* \m \v 42 Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди. \f □ \fr 27:42 \fr*\ft \+bd «Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди»\+bd* — римлиқ әскәрләр мәһбусларни қачуруп қойса өзлири өлүм җазасиға мәһкүм болатти.\ft*\f* \v 43 Лекин йүз беши Павлусни қутқузушни халиған болуп, ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән су үзүшни билидиғанларниң суға чүшүп қирғаққа чиқишини, \v 44 қалғанларниң бәзилирини тахтайларға, бәзилирини кеминиң чувулуп кәткән парчилириға есилип, қирғаққа чиқишини буйруди. Шундақ болдики, һәммәйлән қутулуп сақ-саламәт қуруқлуққа чиқти. \b \b \m \c 28 \s1 Малта арилида \m \v 1 Биз қутулуп сақ-саламәт қирғаққа чиққандин кейин, у аралниң Малта дәп атилидиғанлиғини билдуқ. \v 2 Йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди; чүнки у чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди.\f □ \fr 28:2 \fr*\ft \+bd «йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди»\+bd* — «йәрлик хәлиқ» дегән ибарә грек тилида «сақаллиқлар» дейилиду. Бу сөз уларниң ят тиллиқ (демәк, ибраний, грек яки латин тиллиқ әмәс) екәнлигини көрситиду.\ft*\f* \v 3 Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташливиди, иссиқтин етилип чиққан бир зәһәрлик илан униң қолини чишлигиничә чаплишивалди. \v 4 Шу йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә: \m — Бу адәм чоқум бир қатил екән! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди, — дейишти.\f □ \fr 28:4 \fr*\ft \+bd «Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди»\+bd* — «Адиллиқ» дегән улар чоқунидиған бутлардин бири болған аял илаһ болса керәк.\ft*\f* \m \v 5 Лекин Павлус иланни отниң ичигә силкип атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди.\x + \xo 28:5 \xo*\xt Мар. 16:18; Луқа 10:19.\xt*\x* \v 6 Хәлиқ униңға бәдини ишшип кетиду яки у туюқсиз жиқилип өлиду дәп қарап туратти. Лекин узун вақит қарап туруп, униңда һеч қандақ бенормал һаләтниң болмиғанлиғини көрүп, ойлиғинидин йенип: \m — Бу бир илаһ болса керәк! — дейишти.\x + \xo 28:6 \xo*\xt Рос. 14:11.\xt*\x* \m \v 7 У йәрниң әтрапидики жутта, арал башлиғи (Публиюс дәп аталған)ниң бир нәччә йәр-етизлири бар еди. У бизни өйигә башлап, үч күн қизғин меһман қилип күтти. \v 8 У чағда шундақ болдики, Публиюсниң атисиниң қизитмиси өрләп, толғақ болуп йетип қалған екән. Павлус униң йениға кирип, дуа қилип үстигә қолини тәккүзүп, уни сақайтип қойди. \v 9 Шуниңдин кейин аралдики қалған кесәлләрниң һәммиси униң алдиға келип, сақайтилди. \v 10 Улар бизниң һөрмитимизгә нурғун соғатларни беғишлиған болуп, ахирда бу йәрдин йәнә йолға чиққан вақтимизда, бизни йолға лазимлиқ нәрсә-керәкләр билән тәминлиди. \b \m \s1 Малтадин Рим шәһиригә бериш \m \v 11 Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Аралда үч ай турғандин кейин, бу кемә билән йолға чиқтуқ. \f □ \fr 28:11 \fr*\ft \+bd «бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә»\+bd* — «Самавий Қош гезәк» болса римлиқларниң чоқунған илаһлири «Кастор билән Поллукс» (грек тилида «Диоскури») еди. Деңизчилар уларни деңиз сәпәрлирини оңушлуқ қилиду, дәп қарайтти.\ft*\f* \v 12 Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ. \v 13 Андин айлинип меңип, \add Италийәдики\add* Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси шамал йөнилиши өзгирип җәнуптин чиқиши билән, иккинчи күни Путеоли шәһиригә йетип кәлдуқ. \v 14 У йәрдә бир нәччә қериндашларни таптуқ, уларниң өтүнүшлири билән биз уларда бир һәптә турдуқ. Шундақ қилип биз Рим шәһиригә йетип кәлдуқ. \v 15 Келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, \add бәзилири\add* «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди. Павлус уларни көргәндә, Худаға рәхмәт ейтип, ғәйрәтләнди.\f □ \fr 28:15 \fr*\ft \+bd «шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, бәзилири «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди»\+bd* — «Апиюс базири» Римдин 71 километр, «Үч Сарай» 55 километр жирақ еди.\ft*\f* \b \m \s1 Павлус Рим шәһиридә \m \v 16 Рим шәһиригә киргинимиздә, йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди; лекин Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә айрим турушиға рухсәт қилинди. \f □ \fr 28:16 \fr*\ft \+bd йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди»\+bd* — мошу сөзлөр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.\ft*\f* \x + \xo 28:16 \xo*\xt Рос. 24:23; 27:3.\xt*\x* \v 17 Үч күндин кейин, у у йәрдики Йәһудийларниң каттивашлирини өзи билән көрүшүшкә чақирди. Улар җәм болғанда, у мундақ деди: \m — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки ата-бовилиримиздин қалдурулған өрп-адәтләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда турғинимда тутқун қилинип римлиқларниң қолиға тапшурулдум. \x + \xo 28:17 \xo*\xt Рос. 24:12; 25:8.\xt*\x* \v 18 Римлиқлар мени сораққа тартип, мәндә өлүм җазасиға мәһкүм қилғидәк бирәр җинайәт болмиғачқа, мени қоювәтмәкчи болди. \v 19 Лекин Йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүргәчкә, Қәйсәргә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болдум. Буларни дегиним билән, бу мениң өз хәлқим үстидин шикайитим бар дегәнлигим әмәс. \v 20 Шу сәвәптин мән силәр билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә силәргә ейтиш үчүн силәрни бу йәргә чақирдим. Чүнки бу зәнҗир билән бағлинишниң сәвәви дәл Исраилниң күткән үмүтидур.\x + \xo 28:20 \xo*\xt Рос. 23:6; 24:21.\xt*\x* \m \v 21 Улар Павлусқа: \m — Биз болсақ Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ, яки у йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди. \v 22 Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң \add сән тәвә болған\add* бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти. \m \v 23 Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бекитти. У күни нурғун кишиләр униң туралғусиға кәлгән еди; у таң атқандин кәчкичә уларға \add сөз-каламни\add* шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди. \f □ \fr 28:23 \fr*\ft \+bd «у таң атқандин кәчкичә уларға сөз-каламни шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди»\+bd* — «Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилири» тоғрилиқ 24:14 вә униңдики изаһатни көрүң. Мошу йәрдә «Тәврат» грек тилида «Мусаниң (Тәврат) қануни».\ft*\f* \x + \xo 28:23 \xo*\xt Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20.\xt*\x* \v 24 Униң сөзлиригә бәзиләр ишәндүрүлди, бәзиләр ишинишни рәт қилди. \x + \xo 28:24 \xo*\xt Рос. 17:4.\xt*\x* \v 25 Улар Павлусниң мундақ бир сөзни қилиши билән өз ара келишәлмәй қайтип кәтти. У мундақ деди: \m — Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ата-бовилиримизға муну сөзни дәл җайида ейтқан: \m \v 26 — «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — \m «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; \m Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр. \x + \xo 28:26 \xo*\xt Йәш. 6:9; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рим. 11:8.\xt*\x* \m \v 27 Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, \m Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, \m Улар көзлирини жумувалған; \m Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, \m Қулиқи билән аңлап, \m Көңли билән чүшинип, \m Өз йолидин яндурулуши билән, \m Мән уларни сақайтқан болаттим»».\f □ \fr 28:27 \fr*\ft \+bd «Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, ... ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, қулиқи билән аңлап, көңли билән чүшинип, өз йолидин яндурулуши билән, мән уларни сақайтқан болаттим»\+bd* — «Йәш.» 6:9-10дин нәқил кәлтүрүлгән.\ft*\f* \x + \xo 28:27 \xo*\xt Йәш. 6:9,10.\xt*\x* \m \v 28-29 Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң бу ниҗатлиғи ят әлликләргә әвәтиливатиду. Улар болса униңға қулақ салмай қалмайду! — деди. У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти.\f □ \fr 28:28-29 \fr*\ft \+bd «У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти»\+bd* — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.\ft*\f* \m \v 30 \add Павлус\add* өзи иҗаригә алған өйдә толуқ икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип, \v 31 толиму жүрәклик билән һәм һеч тосалғуға учримай, Худаниң падишалиғини җар қилип, Рәб Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрни йәткүзүп тәлим бәрди.