\id 2TI \ide UTF-8 \h Тимотийға «2» \toc1 Тимотийға «2» \toc2 Тимотийға «2» \toc3 2Тим. \mt1 Тимотийға «2» \c 1 \s1 Расул Павлус Тимотийға язған иккинчи мәктуп \m \v 1-2 Мәсиһ Әйсада вәдә қилинған һаятни елип бериш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам: ХудаАтимиздин вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!\f □ \fr 1:1-2 \fr*\ft \+bd «Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам»\+bd* — демисәкму, Тимотий Павлусниң «роһий җәһәттә» оғли еди.\ft*\f* \x + \xo 1:1-2 \xo*\xt Гал. 1:3; 1Тим. 1:2; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \v 3 Мән ата-бовилиримниң изини бесип сап виҗданим билән хизмитини қиливатқан Худаға тәшәккүр ейтимән, чүнки кечә-күндүз дуалиримда сени тохтавсиз әсләп туримән;\x + \xo 1:3 \xo*\xt Рос. 22:3; Рим. 1:9; 1Тес. 1:2; 3:10.\xt*\x* \v 4 көз яшлириңни әслигинимдә, шатлиққа чөмүшүм үчүн сән билән йәнә дидарлишишқа қаттиқ тәлпүнүп жүрмәктимән; \v 5 чүнки сениңдә болған сахтилиқсиз етиқат есимдин чиқмайду. Бу етиқат әң авал момаң Лоиста, андин анаң Евникидә бар болған, әнди һазир сәндиму бар екән дәп хатирҗәмдурмән. \m \v 6 Шуниң үчүн мән шуни қайтидин саңа әслитимәнки, қоллиримни учаңға қоюшум билән сәндә болған, \add Худа\add* саңа тәқдим қилған илтипатни қайтидин ялқунлитип җари қилғин.\f □ \fr 1:6 \fr*\ft \+bd «қоллиримни учаңға қойғиним билән сәндә болған, Худа саңа тәқдим қилған илтипат»\+bd* — ишинимизки, бу дәл 1-хәттә («1Тим.» 4:14-15) тилға елинған роһий илтипаттин башқа иш әмәс. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:6 \xo*\xt Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 5:22.\xt*\x* \v 7 Чүнки Худа бизгә қорққанчақлиқниң роһини әмәс, бәлки бизгә күч-қудрәтниң, меһри-муһәббәтниң вә салмақлиқниң Роһини тәқдим қилди.\x + \xo 1:7 \xo*\xt Рим. 8:15.\xt*\x* \v 8 Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки Униң мәһбуси болған мәндин номус қилма. Әксичә, Худаниң күч-қудрити билән хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин;\f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки униң мәһбуси болған мәндин номус қилма»\+bd* — Павлус бу мәктупни язғанда Римдики зинданда ятатти. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташлиғини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән «ят әлликләр»дин болған ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән у «Мән Рәбниң мәһбуси» дәйду. \+bd «хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин»\+bd* — грек тилида бәлким «өз һәссәң бойичә \+bd биргә\+bd* тартқин» дегән мәнини билдүрүши мүмкин. Демәк, һәр дәвирдә етиқатчилар тартишқа тегишлик оқубәт-мушәққәт бар; Тимотийниң Павлус (вә башқа етиқатчилар) билән биргә мәлум дәриҗидә «өз һәссиси бойичә» оқубәт-мушәққәт тартишиға тоғра келиду.\ft*\f* \x + \xo 1:8 \xo*\xt Рос. 21:33; Рим.1:16; Әф. 3:1; 4:1; Кол. 4:18; Флм. 1:1, 9, 13.\xt*\x* \v 9 Худа бизни өз әмәллиримизгә асасән әмәс, бәлки өз муддиаси вә меһри-шәпқитигә асасән қутқузуп, пак-муқәддәс чақириқи билән чақирди; Униң бу меһри-шәпқити һәммә дәвир-заманлардин илгирила Мәсиһ Әйсада бизгә беғишланғандур; \x + \xo 1:9 \xo*\xt Әф. 1:3; Тит. 3:4, 5, 6.\xt*\x* \v 10 лекин бу меһри-шәпқәт Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән һазир аян болди; У өлүмни бекар қиливетип, хуш хәвәр арқилиқ һаятлиқ вә чиримаслиқни йоруқлуқта аян қилди. \x + \xo 1:10 \xo*\xt Йәш. 25:8; Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; Тит. 1:2; Ибр. 2:14; 1Пет. 1:20.\xt*\x* \v 11 Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған. \f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған»\+bd* — «әлләр» болса «ят әлликләр», «Йәһудий әмәсләр».\ft*\f* \x + \xo 1:11 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7.\xt*\x* \v 12 Мән шу сәвәптин һазирқи бу харлиқ-мушәққәтләрни тартмақтимән. Лекин буниңдин номус қилмаймән; чүнки мән кимгә етиқат қилғанлиғимни билимән һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум. \f □ \fr 1:12 \fr*\ft \+bd «... һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум»\+bd* — «маңа тапшурулған аманәт» бизниңчә Худа Павлусқа җамаәтни дәп тапшурған нурғунлиған қиммәтлик вәһийләрни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. \ft*\fp «Шу күн» — Әйса дунияға қайтидиған күнни көрситиду. Павлусниң көзқаришида пәқәт бирла күн муһимдур, у дайим у күнни нәзәрдә тутуп уни «шу күн» дәйду. \fp*\fp Ушбу айәтниң ахирқи җүмлисини «һәмдә мениң Худаға аманәт қилғанлиримни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә («шу күнгичә») чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән» дәп чүшинишкиму болиду.\fp*\f* \v 13 Мәндин аңлиған сағлам тәлим сөзлириниң нәмунилик бир үзүндисини сақлап, Мәсиһ Әйсада болған муһәббәт вә етиқат билән чиң тутқин; \x + \xo 1:13 \xo*\xt 2Тим. 3:14.\xt*\x* \v 14 биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла.\f □ \fr 1:14 \fr*\ft \+bd «биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла»\+bd* — жуқурида 12-айәттики изаһатта ейтқинимиздәк, «саңа тапшурулған гөзәл аманәт» Муқәддәс Роһ җамаәткә йәткүзмәкчи болған, Худа Өзиниң ниҗатлиқ плани вә җамаәт тоғрилиқ вәһий қилинған нурғунлиған қиммәтлик һәқиқәтләрни көрситиду.\ft*\f* \m \v 15 Сән билгиниңдәк, Асия өлкисидики \add етиқатчиларниң\add* һәммиси \add дегидәк\add* мәндин йүз өриди. Уларниң арисида Фигелус вә Хермогенесму бар. \f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «Асия өлкисидики етиқатчиларниң һәммиси дегидәк мәндин йүз өриди»\+bd* — бу йәрдики «Асия өлкиси» һазирқи Түркийәниң ғәрбий қисмини көрситиду. «Асия өлкисидики етиқатчилар» шу йәрдә туруватқан етиқатчиларни көрситиду; бәзи алимлар бу сөзни пәқәт Рим шәһиридә турған, әслидә зинданда ятқан Павлусқа мәдәт беримиз дәп вәдә бәргән Асия өлкисидин кәлгән бәзи қериндашларни көрситиду, дәп қарайду. Грек тилида «Асия өлкисидә («өлкисидин» әмәс) болғанларниң һәммиси мәндин йүз өриди» дейилгәчкә, биз ундақ қаримаймиз. \ft*\fp Бу муһим вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\fp*\f* \x + \xo 1:15 \xo*\xt Рос. 19:10.\xt*\x* \v 16 Рәб Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт көрсәткәй. Чүнки у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди. \f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди»\+bd* — «мәһбус болғанлиғимдин» грек тилида «мениң зәнҗир-кишәнлиримдин...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:16 \xo*\xt 2Тим. 4:19.\xt*\x* \v 17 У Рим шәһиригә кәлгинидә мени тапқичә көп издәп аварә болупту. \v 18 Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай; униң Әфәсус шәһиридә маңа көрсәткән хизмәтлириниң қанчилик екәнлигини убдан билисән.\f □ \fr 1:18 \fr*\ft \+bd «Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай»\+bd* — «шу күни» Әйса дунияға қайтидиған күнни көрситиду. 12-айәттики изаһатни көрүң.\ft*\f* \b \b \m \c 2 \s1 Мушәққәткә қаримай Рәбниң хизмитидә болуш \m \v 1 Шуңа әй оғлум, сән Мәсиһ Әйсада болған меһри-шәпқәткә тайинип күчлүк бол; \v 2 вә сән көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириңни һәм ишәшлик һәмдә башқиларғиму тәлим берәләйдиған адәмләргә аманәт қилғин.\f □ \fr 2:2 \fr*\ft \+bd «... сән көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириңни һәм ишәшлик һәмдә башқиларғиму тәлим берәләйдиған адәмләргә аманәт қилғин»\+bd* — немишкә Павлус «көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириң» дәйду? Бу «гувачилар»ниң немә әһмийити бар? Ойлишимизчә: (1) гәрчә етиқатта көп «чоңқур сирлар» болсиму, бу сирларниң һәммиси тоғрилиқ Инҗилдин ениқ көргили болиду; һәқиқий етиқатта һеч қандақ «мәхпий тәлим»ләр вә «аз сандики алаһидә адәмләргә вәһий қилинған» тәлимләр йоқтур; (2) мошу етиқатчи гувачилар Павлус вә башқа расулларниң тәлимлириниң бир хил екәнлигигә испат берәләйтти.\ft*\f* \x + \xo 2:2 \xo*\xt Тит. 1:5.\xt*\x* \v 3 Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуш сүпитидә, харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин.\f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуш сүпитидә, харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин»\+bd* — (1:8дә ейтилғандәк) «өз һәссәң бойичә тартқин» — грек тилида «өз һәссәң бойичә \+bd биргә\+bd* тартқин». Демәк, һәр дәвирдә етиқатчилар тартишқа тегишлик харлиқ-мушәққәт бар; Тимотийниң Павлус (вә башқи етиқатчилар) билән биргә мәлум дәриҗидә харлиқ-мушәққәт тартишиға тоғра келиду.\ft*\f* \v 4 Җәңчи болған киши өзини әскәрликкә тизимлиған сәрдарини рази қилиш үчүн адәттики турмуш ишлирини өзигә һәләк қиливалмаслиғи керәк.\x + \xo 2:4 \xo*\xt 1Кор. 9:25.\xt*\x* \v 5 Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғәлибә таҗиға еришәлмәйду.\f □ \fr 2:5 \fr*\ft \+bd «Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғәлибә таҗиға еришәлмәйду»\+bd* — «мусабиқә қаидилири»: — кона заманларда бу «қаидиләр» һәм мусабиқиниң өзини вә мусабиқигә болған тәйярлиқ-тәрбийиләшләрниму башқуратти.\ft*\f* \v 6 Әҗир сиңдүргән дехан һосулидин биринчи болуп бәһримән болуши тегишликтур.\x + \xo 2:6 \xo*\xt 1Кор. 9:10.\xt*\x* \v 7 Бу сөзлирим үстидә яхши ойла, шуниң билән Рәб саңа һәммә ишта йорутиду. \m \v 8 Сән Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни мән йәткүзүватқан хуш хәвәр бойичә есиңдә чиң тут.\f □ \fr 2:8 \fr*\ft \+bd «Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһ»\+bd* — «Давут» болса Давут падиша-пәйғәмбәр, әлвәттә. \+bd «сән Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни мән йәткүзүватқан хуш хәвәр бойичә есиңдә чиң тут»\+bd* — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 9 Бу хуш хәвәрни дәп көп харлиқ-мушәққәт чекип, һәтта җинайәтчи һесаплинип кишәнлинип ятимән. Һалбуки, Худаниң сөз-калами һеч кишәнләнмәйду! \x + \xo 2:9 \xo*\xt Әф. 3:1,13; 4:1; Фил. 1:7; Кол. 1:24; 4:3,18; 2Тим. 1:8.\xt*\x* \v 10 Әнди мән дәл шу сәвәптин, \add Худа\add* таллиған бәндиләрниң Мәсиһ Әйсада болған ниҗатқа мәңгүлүк шан-шәрәп билән еришиши үчүн һәммә ишқа бәрдашлиқ беримән. \m \v 11 Төвәндики бу сөзләр ишәшликтур: — \b \m «Униң билән биллә өлгән екәнмиз, \m Униң билән һаятта биллә яшаймиз.\f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «Униң билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән һаятта биллә яшаймиз...»\+bd* — «Униң билән» дегәнлик Мәсиһ билән, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 2:11 \xo*\xt Рим. 6:8.\xt*\x* \m \v 12 Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, \m Униң билән биллә һөкүм сүримиз. \m Биз униңдин тансақ, \m Уму биздин таниду.\x + \xo 2:12 \xo*\xt Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 9:26; 12:9; Рим. 8:17; 2Кор. 4:10; Фил. 3:10; 1Пет. 4:13.\xt*\x* \m \v 13 Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур; \m Чүнки У Өзидин һеч таналмайду».\f □ \fr 2:13 \fr*\ft \+bd «Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур; чүнки У Өзидин һеч таналмайду»\+bd* — «чүнки У Өзидин һеч таналмайду» яки «чүнки У чоқум Өзиниң сөзидә турмай қалмайду». Бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:13 \xo*\xt Чөл. 23:19; Рим. 3:3; 9:6.\xt*\x* \b \m \s1 Худани хурсән қилидиған хизмәткар \m \v 14 Бу ишларни давамлиқ \add қериндашларниң\add* сәмигә селип, уларни Рәб алдида бемәна сөзләр үстидә талаш-тартиш қилмаслиқни әстайдиллиқ билән агаһландурғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларни набут қилиду. \v 15 Уста тикимчи рәхтни тоғра пичқандәк һәқиқәт сөзини дурус чүшәндүрүп, өзүңни Худа алдида тәстиқланғидәк, йәргә қарап қалмайдиған маһир бир хизмәткар қилип көрситишкә интилип көңүл қойғин; \v 16 лекин иплас, қуруқ гәпләрдин нери тур. Чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар бәрибир техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду. \f □ \fr 2:16 \fr*\ft \+bd «бундақ гәпләрни қилғучилар бәрибир техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду»\+bd* — «бундақ (кишиләр)... техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду» грек тилида «бундақ (кишиләр)... техиму ихлассизлиққа алға бастуриду» дегән кинайилик, һәҗвий сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 2:16 \xo*\xt 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20; Тит. 1:14; 3:9.\xt*\x* \v 17 Мошундақларниң гәплири худди мәрәздәк тезла ямрап кетиду. Хименеюс вә Филетослар мана шундақларниң ичидики иккисидур; \f □ \fr 2:17 \fr*\ft \+bd «мошундақларниң гәплири худди мәрәздәк тезла ямрап кетиду»\+bd* — «ямрап кетиду» грек тилида «от-чөпләрни йәп кетиду» дәп ипадилиниду. Расул Павлус шу сөзи билән: Буларниң гәплири «Худаниң қойлири» болған етиқатичлар истимал қилиши керәк болған «озуқ»ни, йәни «сағлам тәлим»ни йоққа чиқириду, дәп пуритиду.\ft*\f* \v 18 улар һәқиқәттин чәтнәп, өлгәнләрниң тирилиши дегән бу иш аллиқачан йүз берип болди, дәйду, шундақла бәзиләрниң етиқатини ғулитиду. \f □ \fr 2:18 \fr*\ft \+bd «улар һәқиқәттин чәтнәп...»\+bd* — грек тилида: «улар һәқиқәтни нишан қилмай (чәтнәп кетип)...». \+bd «өлгәнләрниң тирилиши дегән бу иш аллиқачан йүз берип болди»\+bd* — бу бидъәт тәлимниң мәнаси бәлким төвәндики икки хил хата қарашниң бири болуши керәк: — (1) «адәмләр Әйса Мәсиһкә етиқат қилғанда, Униң Роһи аллиқачан Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп тирилиду (бу гәп мошу йәргичә һәқиқәт, әлвәттә). Әнди тирилиш пәқәт шу роһий җәһәттә болуп, кәлгүсидә тән җәһәттә болмайду», яки: (2) «биз Әйса Мәсиһгә ишәнгәнләрдә суға вә Роһқа чөмүлдүрүлгәндин кейин бизниң «тирилгән тән»имиз бар болиду. Шуңа һазирқи тенимиз кесәл болмайду, һеч өлмәйду».\ft*\f* \m \v 19 Һалбуки, Худаниң мәзмут ули чиң турмақта. Униң үстигә мөһүр билән: «Рәб Өзигә тәвә болғанларни тонуйду» вә «Рәбниң мубарәк намини ләвзигә алидиғанларниң һәммиси рәзилликтин қол үзсун» дәп мөһүрләнгәндур. \f □ \fr 2:19 \fr*\ft \+bd «Һалбуки, Худаниң мәзмут ули чиң турмақта. Униң үстигә мөһүр билән: «Рәб Өзигә тәвә болғанларни тонуйду» вә «Рәбниң мубарәк намини ләвзигә алидиғанларниң һәммиси рәзилликтин қол үзсун» дәп мөһүрләнгәндур»\+bd* — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:19 \xo*\xt Чөл. 16:5; Юһ. 10:14.\xt*\x* \v 20 Бай-баяшат адәмниң өйидә пәқәт алтун вә күмүч қача-қучиларла әмәс, яғач, сапал қачиларму болиду. Қача-қучиларниң бәзилири әтиварлиниду, бәзилири пәс көрүлиду. \x + \xo 2:20 \xo*\xt Рим. 9:21.\xt*\x* \v 21 Әгәр бир киши өзини ундақларниң киридин тазилап халий қилса, у муқәддәс қилинған, ғоҗайинимизға ярайдиған қачидәк, һәр қандақ гөзәл ишларға тәйяр болиду.\f □ \fr 2:21 \fr*\ft \+bd «Әгәр бир киши өзини ундақларниң киридин тазилап халий қилса, у муқәддәс қилинған, ғоҗайинимизға ярайдиған қачидәк, һәр қандақ гөзәл ишларға тәйяр болиду»\+bd* — «ғоҗайинимиз»: — Егимиз, әлвәттә. Бу муһим айәт тоғрлуқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \m \v 22 Шуңлашқа, яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзүңни қачурғин, пак қәлб билән Рәбгә нида қилғучи билән биллә һәққанийлиқ, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт вә тинич-хатирҗәмликни қоғлишип издә. \x + \xo 2:22 \xo*\xt 1Тим. 6:11.\xt*\x* \v 23 Лекин әхмиқанә, билимсизликтин чиққан талаш-тартишларға арилишишни рәт қил, чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән. \x + \xo 2:23 \xo*\xt 1Тим. 1:4; 6:4; Тит. 3:9.\xt*\x* \v 24 Әндиликтә Рәбниң қули җедәлләшмәслиги, бәлки һәммә кишиләргә мулайим-меһриван, тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк; \x + \xo 2:24 \xo*\xt 1Тим. 3:2.\xt*\x* \v 25 шуниң билән өз-өзигә қарши болғанларға у Худа бәлким уларға һәқиқәтни тонуп йетишигә товва қилидиған қәлбни берәр дәп, мөмин-мулайимлиқ билән несиһәт қилсун; \f □ \fr 2:25 \fr*\ft \+bd «...шуниң билән өз-өзигә қарши болғанларға у Худа бәлким уларға һәқиқәтни тонуп йетишигә товва қилидиған қәлбни берәр дәп, мөмин-мулайимлиқ билән несиһәт қилсун»\+bd* — «өз-өзигә қарши болғанларға» дегән ибарә оқурмәнләргә ғәлитә туюлғини билән, грек тилида шундақ ипадилиниду. Демәк, һәқиқәтни җаркарлиғучиға қарши чиқса, әмәлийәттә у Худа өзигә қилмақчи болған яхшилиқтин мәһрум болуп, өз-өзигә қарши чиққан болиду. «Пәнд.» 8:36 көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:25 \xo*\xt Пәнд. 8:36; 9:12; 11:17; Гал. 6:1.\xt*\x* \v 26 бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини өз муддиасиға әмәл қилишқа тутқун қилған Иблисниң қапқинидин қутулалайду.\f □ \fr 2:26 \fr*\ft \+bd «бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини өз муддиасиға әмәл қилишқа тутқун қилған Иблисниң қапқинидин қутулалайду»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилған Иблисниң қапқинидин (Худаниң) ирадисигә әмәл қилишқа қутулалайду».\ft*\f* \b \b \m \c 3 \s1 Ахир заман \m \v 1 Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду.\f □ \fr 3:1 \fr*\ft \+bd «Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду»\+bd* — «еғир күнләр» грек тилида йәнә «хәтәрлик күнләр»ниму билдүриду.\ft*\f* \x + \xo 3:1 \xo*\xt 1Тим. 4:1; 2Пет. 2:3; Йәһ. 18.\xt*\x* \v 2 У чағдики инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, мәнмәнчи, һакавур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини тиңшимайдиған, тузкор, иплас, \v 3 көйүмсиз, кәчүрүмсиз, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһший, хәйр-сахавәтликкә дүшмән, \v 4 сатқун, тәлвә, шөһрәтпәрәс, һозур-һалавәтни Худадин яхши көридиған, \v 5 сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур.\f □ \fr 3:5 \fr*\ft \+bd «...сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур»\+bd* — 1-5-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 3:5 \xo*\xt Мат. 18:17; Рим. 16:17; 2Тес. 3:6; Тит. 3:10; 2Юһа. 10.\xt*\x* \v 6 Чүнки уларниң арисидики бәзиләр өйму-өй соқунуп кирип, гуналар билән бесилған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аялларни аздуруп өзигә әсир қилиду.\f □ \fr 3:6 \fr*\ft \+bd «һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аяллар...»\+bd* — яки «һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған аҗиз аяллар...».\ft*\f* \x + \xo 3:6 \xo*\xt Мат. 23:14; Тит. 1:11.\xt*\x* \v 7 Бундақ аяллар дайим тәлим алсиму, һәргиз һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду. \v 8 Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу \add аздурғучиларму\add* һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Улар зеһин-көңүллири чиригән, етиқат җәһәттә дашқал дәп испатланған кишиләрдур.\f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду»\+bd* — «Мис.» 7:11, 22, 8:7, 18ни көрүң. Исраиллар Мисирдин чиқиштин бурун, Мисир падишасиниң сеһиргәрлири Муса пәйғәмбәргә қарши турған. Уларниң исимлири (Яннис билән Ямбрис) Тәвратта дейилгән әмәс, бәлки Йәһудийларниң башқа тарихий китаплирида тепилиду.\ft*\f* \x + \xo 3:8 \xo*\xt Мис. 7:11.\xt*\x* \v 9 Лекин әнди улар бу йолда алға илгириләлмәйду; чүнки \add Яннис билән Ямбрис\add*ниң һамақәтлиги очуқ көрүнгәндәк, буларниңму һәммигә көрүниду. \b \m \s1 Павлусниң вәсийәтлири; үгәнгәнлириңдә давамлиқ маңғин \m \v 10-11 Лекин сән болсаң мениң тәлимим, жүрүш-турушум, мәхсәт-ирадилирим, ишәш-етиқатим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим, мән учриған зиянкәшликләр вә азап-оқубәтләргә, җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң, шундақла мән бәрдашлиқ бәргән шунчә зиянкәшликләрдин толуқ хәвириң бар; Рәб уларниң һәммисидин мени қутқузди. \f □ \fr 3:10-11 \fr*\ft \+bd «җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң...»\+bd* — «Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләр»: — бу бир-биригә йеқин үч жутта болған вақиәләр тоғрилиқ мәлуматлар «Рос.» 13-14-бапта тепилиду. Тимотий өзи Листралиқ еди; Павлус дуч кәлгән бу зиянкәшликләр Тимотийниң Мәсиһгә етиқат қилишиға тәсир қилған болуши мүмкин еди.\ft*\f* \x + \xo 3:10-11 \xo*\xt Зәб. 33:20; Рос. 13:50; 14:19; 2Кор. 1:10.\xt*\x* \v 12 Дәрвәқә, Мәсиһ Әйсада ихласмән һаят кәчүрүшкә ирадә тиклигәнләрниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду. \x + \xo 3:12 \xo*\xt Мат. 16:24; Луқа 24:26; Юһ. 17:14; Рос. 14:22; 1Тес. 3:3.\xt*\x* \v 13 Лекин рәзил адәмләр вә езитқу-каззаплар бәрибир башқиларниму алдап, өзиму алдинип, барғансери әсәбийлишиду. \v 14 Лекин сән болсаң, үгәнгән вә толуқ ишәндүрүлгән һәқиқәтләрдә чиң тур; чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән, \f □ \fr 3:14 \fr*\ft \+bd «чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «кимләр» дәп дейилиду. Лекин бизниңчә «ким» дәп оқуш тоғра, чүнки Павлус бу айәтләрдә өзиниң үлгә болғанлиғи тоғрилиқ көп сөзләйду. Төвәндики 15-айәттә у башқа кишиләр (Тимотийниң чоң ана вә аниси)ниң тәсирини тилға алиду.\ft*\f* \v 15 һәмдә балилиқ чағлириңдин тартипла муқәддәс язмиларни билип кәлдиң; буларниң саңа Мәсиһ Әйсаға бағланған етиқат арқилиқ болған ниҗат тоғрилиқ сени дана қилалайдиғанлиғини билисән. \v 16 Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп, у тәлим бериш, тәнбиһ бериш, хаталиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийәт йолиға башлашқа пайдилиқтур. \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп...»\+bd* — грек тилида «пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси» дегән ибарә язмилардики һәр бир сөз-айәтниң Худадин кәлгәнлигини тәкитләйду. \ft*\fp «Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған» грек тилида «Худа нәпәси билән киргүзүп йезилған» дегән шәкилдә ипадилиниду. Грек тилида һәм ибраний тилида «Роһ» вә «нәпәс» бир сөз.\fp*\f* \x + \xo 3:16 \xo*\xt 2Пет. 1:21.\xt*\x* \v 17 Булар арқилиқ Худаниң адими толуқ қураллинип, барлиқ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр болалайду. \b \b \m \c 4 \m \v 1 Мән Худа һәмдә тирикләр билән өлүкләрни сорақ қилишқа тәйяр туридиған Мәсиһ Әйсаниң алдида, шундақла Униң қайта аян болуши вә Униң Өз падишалиғи билән саңа шундақ агаһ қилип тапилаймәнки,\x + \xo 4:1 \xo*\xt Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 6:13.\xt*\x* \v 2 \add Худаниң\add* сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара. Толуқ сәвир-тақәт вә тәлим-әқидә билән несиһәт қилғин, тәнбиһ бәргин, риғбәтләндүргин.\f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «Худаниң сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара»\+bd* — «вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун» дегәнликниң мәнаси, хәқләр Худаниң сөзини қобул қилсун қилмисун, уларға яқсун яқмисун Худаниң адиминиң вәзиписи һаман амал қилип сөз-каламни уларға йәткүзүштин ибарәт.\ft*\f* \v 3 Чүнки шундақ бир заман келидуки, инсанлар сағлам тәлимни аңлашқа чидимай, бәлки қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду.\f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «... қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду»\+bd* — «қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн» грек тилида «қулақлири қичишқан болуп,..» дегән ибарә билән ипадилиниду. Бу ибарә: «улар һәрдайим йеңи нәрсиләрни аңлиғачқа» дегән башқа бир хил чүшәнчиниму бериду.\ft*\f* \v 4 Улар һәқиқәткә қулақ салмай, әпсаниләрни тиңшашқа бурмилинип кетиду. \v 5 Лекин сән һәр қандақ әһвалда ойғақ тур, харлиқ-мушәққәтләргә бәрдашлиқ бәр, хуш хәвәрчиниң вәзиписини орунда, тапшурулған хизмитиңни һәр тәрәптин толуқ ада қилғин. \v 6 Чүнки өзүмгә кәлсәм, җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақти йетип кәлди, мениң бу дуниядин кетиш вақтимму йеқинлашти.\f □ \fr 4:6 \fr*\ft \+bd «җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақит йетип кәлди»\+bd* — Павлус өзиниң һаятини Тәврат дәвридики қурбанлиқлар үстигә төкүлидиған «шарап һәдийә»гә охшитиду. Диққәт қилишқа әрзийдуки, униң йеқин арида болидиған өлүмини қурбанлиққа әмәс, пәқәт бир «шарап һәдийә»гә охшитиду, халас. Шүбһисизки, униң мәнаси «улуқ қурбанлиқ» Әйса Мәсиһниңкидур.\ft*\f* \x + \xo 4:6 \xo*\xt 2Пет. 1:14.\xt*\x* \v 7 Гөзәл күрәшни мән қилип болдум, жүгүрүш мусабиқисиниң мәнзилини бесип болдум, бирдин-бир етиқатни чиң сақлап кәлдим.\f □ \fr 4:7 \fr*\ft \+bd «Гөзәл күрәшни мән қилип болдум»\+bd* — «күрәш» (қаттиқ елишиш мусабиқиси, грек тилида «агон») дегән сөз тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики (6:12 тоғрилиқ) «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 8 Һазир һәққанийлиқниң \add ғәлибә\add* таҗи мән үчүн сақлинип турмақта. Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду.\f □ \fr 4:8 \fr*\ft \+bd «Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду»\+bd* — «шу күни» Рәбниң қайта келидиған күни, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 4:8 \xo*\xt 1Кор. 9:25; 1Пет. 5:4.\xt*\x* \b \m \s1 Хусусий тапшуруқлар; ахирқи сөзләр \m \v 9 Имканийәтниң баричә йенимға тездин йетип кәл. \v 10 Чүнки Демас бу һазирқи дунияни тама қилғанлиғи үчүн мени ташлап Тесалоника шәһиригә кәтти. Крискис Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. \x + \xo 4:10 \xo*\xt Кол. 4:14; Флм. 24.\xt*\x* \v 11 Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзүң билән биргә елип кәл, чүнки у хизмәтлиримдә маңа көп әсқатиду. \x + \xo 4:11 \xo*\xt Рос. 15:37; Кол. 4:10,14; Флм. 24.\xt*\x* \v 12 Тикикусни болса Әфәсус шәһиригә әвәтивәттим. \x + \xo 4:12 \xo*\xt Рос. 20:4; Кол. 4:7.\xt*\x* \v 13 Келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин. \f □ \fr 4:13 \fr*\ft \+bd «келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин»\+bd* — бу айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.\ft*\f* \v 14 Мискәр Искәндәр маңа тола әскилик қилди. Рәб униңға қилмишлириға лайиқ яндурмай қалмайду. \x + \xo 4:14 \xo*\xt 1Тим. 1:20.\xt*\x* \v 15 Сән һәм униңдин һошияр бол; чүнки у биз йәткүзгән сөзлиримизгә қаттиқ қаршилиқ көрсәтти. \m \v 16 Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай! \f □ \fr 4:16 \fr*\ft \+bd «Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай!»\+bd* — бу айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.\ft*\f* \v 17 Лекин Рәб мениң билән биллә туруп, мән арқилиқ Инҗил җакари толуқ қилинип, бу йәрдики барлиқ ят әлликләрдин болғанларниң аңлиши үчүн мени күчләндүрди; шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим. \f □ \fr 4:17 \fr*\ft \+bd «шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим»\+bd* — Павлус Қәйсәр Нерониң биринчи сориғидин қутулди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 18 Рәб мени барлиқ рәзил иштин қутқузуп, әрштики падишалиғиға сақ йәткүзиду! Шан-шәрәп Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай! Амин! \b \m \s1 Ахирқи салам \m \v 19 Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт.\f □ \fr 4:19 \fr*\ft \+bd «Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт»\+bd* — «Приска» болса «Прискилла»ниң қисқартилған шәкли («Рос.» 18:2). Аквила вә Прискилла әр-аял еди.\ft*\f* \x + \xo 4:19 \xo*\xt Рос. 18:2; Рим. 16:3.\xt*\x* \m \v 20 Ерастус Коринт шәһиридә қалди. Лекин Трофимус кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милетус шәһиридә қалдуруп қойдум. \m \v 21 Қиш чүшүп кәткичә имканийәтниң баричә бу йәргә кәлгин. \m Юбулус, Пудис, Линос, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам. \v 22 Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! Меһри-шәпқәт силәр билән биллә болғай! \f □ \fr 4:22 \fr*\ft \+bd «Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! »\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «Рәб роһуң билән биллә болғай!» дейилиду.\ft*\f*