\id 2CH \ide UTF-8 \h Тарих-тәзкирә «2» \toc1 Тарих-тәзкирә «2» \toc2 Тарих-тәзкирә «2» \toc3 2Тар. \mt1 Тарих-тәзкирә «2» \c 1 \s1 Сулайман Исраил үстигә һөкүм сүриду \r 1Пад. 3:1-15 \m \v 1 Давутниң оғли Сулайманниң һөкүмранлиғи мустәһкәмләнди; чүнки униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, уни бәк бүйүк қилди. \m \v 2 Сулайман пүткүл Исраилларни, миң беши, йүз беши, сорақчи вә пүткүл Исраилниң қәбилә-җәмәт башлиқлири болған әмәлдарларни чақиртип уларға сөз қилди. \v 3 Сулайман барлиқ җамаәт билән бирликтә Гибеонниң егизлигигә барди; чүнки у йәрдә Худаниң «җамаәт чедири», йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса баяванда ясатқан чедир бар еди. \f □ \fr 1:3 \fr*\ft \+bd «Гибеонниң егизлиги»\+bd* — яки «Гибеондики «жуқури җай»ға». \+bd «җамаәт чедири»\+bd* — яки «(Худа билән) көрүшүш чедири».\ft*\f* \v 4 Худаниң әһдә сандуғини болса Давут Кириат-Йеаримдин елип чиқип, өзи униңға тәйярлиған йәргә әкәлгән еди; чүнки у Йерусалимда әһдә сандуғи үчүн бир чедир тиктүргән еди. \v 5 Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл ясиған мис қурбангаһ болса \add Гибеонда\add*, йәни Пәрвәрдигарниң җамаәт чедири алдида еди; Сулайман җамаәт билән бирликтә берип, шу йәрдә \add Пәрвәрдигардин\add* тиләк тилиди. \v 6 Сулайман җамаәт чедириниң алдидики мис қурбангаһниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға келип, қурбангаһта миң мални көйдүрмә қурбанлиқ қилди. \m \v 7 Шу кечиси Худа Сулайманға аян болуп, униңға: — Сән немини тилисәң, шуни беримән, деди. \m \v 8 Сулайман Худаға: — Сән атам Давутқа зор меһир-муһәббәт ата қилған, мени униң орниға падиша қилдиң. \v 9 И Пәрвәрдигар Худа, әнди Сән атам Давутқа бәргән вәдәңни пухта орунлиғайсән; чүнки Сән мени йәрдики топидәк нурғун хәлиққә һөкүмранлиқ қилидиған падиша қилдиң. \v 10 Әнди Сән маңа бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк даналиқ вә билим бәргәйсән; ундақ болмиса Сениң мунчивала чоң бу хәлқиңгә ким һөкүм сүрәлисун? — деди.\f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк»\+bd* — бу ибарә ибраний тилида «бу хәлиқниң алдида чиқип-киргидәк» дегән сөзләр билән ипадилиниду.\ft*\f* \m \v 11 Худа Сулайманға: — Мән сени хәлқимгә падиша қилип тиклидим. Әнди сән мошундақ нийәткә келип, нә байлиқ, мал-мүлүк, нә иззәт-һөрмәт вә дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, нә узун өмүр көрүшни тилимәй, бәлки бу хәлқимгә һөкүм сүрүшкә даналиқ вә билим тилигән екәнсән, \v 12 Даналиқ вә билим саңа тәқдим қилинди; вә Мән саңа байлиқ, мал-мүлүк вә иззәт-һөрмәтму берәй; шундақ болидуки, сениңдин илгири өткән падишаларниң һеч биридә ундақ болмиған, сениңдин кейин болғуси падишалардиму ундақ болмайду, деди. \b \m \s1 Сулайманниң бейишқа башлиши \r 1Пад. 10:26-29 \m \v 13 Бу иштин кейин Сулайман Гибеон егизлигидики «җамаәт чедири»дин Йерусалимға қайтип келип, Исраил үстидә сәлтәнәт қилди. \v 14 Сулайман җәң һарвулири билән атлиқ ләшкәрләрни топлиди: — униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ ләшкири бар еди; у буларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә һәм падишаниң йенида туруш үчүн Йерусалимға орунлаштурди. \v 15 Падиша Йерусалимда алтун-күмүчләрни ташлардәк көп, кедир дәрәқлирини түзләңликтики үҗмә дәрәқлиридәк көп қилди. \f □ \fr 1:15 \fr*\ft \+bd «кедир дәрәқлири»\+bd* — яки «кедир яғичи». Лекин бизниңчә Сулайман кедир яғичини ишлитипла қалмай, шу чирайлиқ дәрәқләрдин Йерусалим әтрапиға көп тиктүрди («Топ.» 2:5ни көрүң).\ft*\f* \v 16 Сулайманниң атлири Мисирдин һәм кувәдин кәлтүрүләтти; падишаниң содигәрлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә сетивалатти. \f □ \fr 1:16 \fr*\ft \+bd «Сулайманниң атлири Мисирдин ... сетивалатти»\+bd* — бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Сулайманниң атлири Мисирдин кәлтүрүләтти; падишаниң сода карванлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә түркүм-түркүм сетивалатти».\ft*\f* \v 17 Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр бир атниң баһаси бир йүз әллик күмүч тәңгә еди; ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә шу \add содигәрләрниң вастиси\add* билән сетивелинатти.\f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси ... һәр бир атниң баһаси ... ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә ... сетивелинатти»\+bd* — Тәврат, «Қан.» 17:16дә Исраил падишалириға атларни елиш үчүн Мисирға бериш мәнъий қилинған еди.\ft*\f* \b \b \m \c 2 \s1 Сулайман ибадәтханини селиш үчүн материялларни топлайду \m \v 1 Сулайман Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй һәм падишалиғи үчүн бир орда селиш нийитигә кәлди. \f □ \fr 2:1 \fr*\ft \+bd «орда»\+bd* — ибраний тилида «өй».\ft*\f* \v 2 Шуниңдин кейин Сулайман йәтмиш миң адәмни һаммаллиққа, сәксән миң адәмни тағда таш кесишкә, үч миң алтә йүз кишини назарәтчиликкә тайинлиди. \x + \xo 2:2 \xo*\xt 1Пад. 5:15-32\xt*\x* \m \v 3 Сулайман Тур падишаси Һурамға адәм әвәтип: «Өзлири атам Давутниң туралғуси болсун дәп орда селишиға кедир яғичи йәткүзүп бәргән едилиғу, маңиму шундақ қилғайла. \f □ \fr 2:3 \fr*\ft \+bd «Һурам»\+bd* — бәзи йәрләрдә «Һирам» дәп атилиду.\ft*\f* \v 4 Мана, мән әнди Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй салмақчимән; өй униң алдида хушбуй йеқиш, «тәқдим нанлар»ниң үзүлмәй қоюлуши, һәр күни әтә-ахшамлирида, шабат күнлиридә, йеңи айниң биринчи күнидә вә Пәрвәрдигар Худайимиз бекитип бәргән һейт-айәмләрдә көйдүрмә қурбанлиқларниң сунулуши үчүн болиду. Бу ишлар Исраил хәлқигә мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду. \v 5 Мән салмақчи болған өй әҗайип һәйвәтлик болиду; чүнки бизниң Худайимиз һәммә илаһлардин үстүндур. \v 6 Лекин асманлар вә асманларниң үстидики асманму Уни сиғдуралмайдиған турса, ким Униңға өй салалисун? Мән ким едим, қандақму Униңға өй салдурғидәк қудрәткә егә болай? Мән пәқәт Униң алдида қурбанлиқларни көйдүргидәкла адәммән, халас!\f □ \fr 2:6 \fr*\ft \+bd «Мән пәқәт Униң алдида қурбанлиқларни көйдүргидәкла адәммән, халас!»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өй пәқәт Униң алдида қурбанлиқларни көйдүргидәк бир җай болидиған турса, халас!».\ft*\f* \m \v 7 Әнди өзлири маңа атам Давут Йәһудада вә Йерусалимда тәйярлап қойған устилар билән биллә ишләш үчүн, алтун-күмүчтә, мис вә төмүрдә ишләшкә пишшиқ, сөсүн, тоқ қизил вә көк рәңлик жип ишләшкә пухта һәм нәққашлиқни билидиған бир устамни әвәткәйла. \v 8-9 Һәм маңа Ливандин кедир, арча-қариғай вә сәндәл дәрәқлирини йәткүзүп бәргән болсила; чүнки өзлириниң хизмәткарлириниң Ливанда яғачни кесишкә устилиғини билимән; мана, маңа көпләп яғачларни тәйярлап бериш үчүн мениң хизмәткарлирим өзлириниң хизмәткарлири билән биллә ишлисун; чүнки мән салидиған өй интайин һәйвәтлик вә әҗайип карамәт болиду. \v 10 Мана, мән өзлириниң яғач кесидиған хизмәткарлириға жигирмә миң кор буғдай, жигирмә миң кор арпа, жигирмә миң бат шарап, жигирмә миң бат зәйтун мейи беримән» — деди.\f □ \fr 2:10 \fr*\ft \+bd «жигирмә миң кор»\+bd* — бир кор 220 литр, 20000 кор 44 миллион литр, йәни бәлким 44,000 тонна болиду. \+bd «жигирмә миң бат»\+bd* — бир бат 22 литр болуп, 20000 бат 440,000 литр болиду.\ft*\f* \m \v 11 Турниң падишаси Һурам Сулайманға җававән мәктуп йоллап: «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сөйгәчкә У өзлирини уларниң үстигә падиша қилди» — деди. \v 12 Һурам йәнә: «Асман-пәләк билән йәр-зиминни яратқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падиша Давутқа йорутулған, пәм-парасәтлик, Пәрвәрдигар үчүн бир өй, униң падишалиғи үчүн бир орда салалайдиған бир данишмән оғул бәрди. \f □ \fr 2:12 \fr*\ft \+bd «орда»\+bd* — ибраний тилида «өй».\ft*\f* \v 13 Мана мән һазир өзлиригә һүнәрдә камаләткә йәткән, әқил-парасәт билән йорутулған, Һурам-Аби дегән бир адәмни әвәтәй. \v 14 Униң аниси Дан қәбилисилик бир аял, атиси Турлуқ екән. У алтун, күмүч, мис, төмүр, ташлар, яғаччилиқ ишлириға маһир, сөсүн, тоқ қизил, ақ вә көк рәңлик жип ишләшкә пухта, һәр хил нәққашлиқ ишлириғиму уста, тапшурулған һәр қандақ лайиһигә амалини қилалайду. Бу киши өзлириниң һүнәрвәнлири билән вә атилири болған ғоҗам Давутниң һүнәрвәнлири билән биллә ишлисун. \v 15 Әнди ғоҗам тилға алған буғдай, арпа, май вә шарап болса, буларни өз хизмәткарлириға йәткүзүп бәргәйла. \v 16 Биз болсақ силигә қанчә керәк болса Ливанда шунчә яғач кесип, сал қилип бағлап, деңиз арқилиқ Йоппаға йәткүзүп беримиз; андин сили у йәрдин Йерусалимға тошуп кәтсилә болиду» деди. \m \v 17 Атиси Давут Исраил зиминида турушлуқ яқа жутлуқларни санақтин өткүзгәндәк, Сулайманму уларни санақтин өткүзди. Улар җәмий бир йүз әллик үч миң алтә йүз адәм чиқти. \v 18 У улардин йәтмиш миң кишини һаммаллиққа, сәксән миң кишини тағда таш кесишкә вә иш қиливатқанлар үстидин назарәт қилип турушқа үч миң алтә йүз кишини тайинлиди. \b \b \m \c 3 \s1 Ибадәтханини селиш \r 1Пад. 6:1-38; 7:13-51 \m \v 1 Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигар атиси Давутқа аян болған Мория теғида, йәни Йәбусий Орнанниң хаминида, Давут тәйяр қилип қойған йәрдә, Пәрвәрдигарниң өйини селиш ишини башлиди. \v 2 Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи айниң иккинчи күни у қурулушни башлиди. \f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи ай...»\+bd* — бу вақит бәлким миладийәдин илгәрки 966-жили, 4-5-айда болуши мүмкин еди.\ft*\f* \v 3 Сулайман салған Худаниң өйиниң ули мундақ: — узунлуғи (қедимки заманда қолланған өлчәм бойичә) атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз еди. \f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «узунлуғи ... атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз»\+bd* — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.\ft*\f* \v 4 Өйниң алдидики айванниң узунлуғи жигирмә гәз болуп, өйниң кәңлигигә тоғра келәтти; егизлиги жигирмә гәз еди; у ичини сап алтун билән қаплатти. \f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «өйниң ... егизлиги жигирмә гәз еди»\+bd* — кона көчүрмиләрниң көпинчиси мошу йәрдә «бир йүз йигримә гәз еди» дейилиду. Биз мошу йәрдә кона «Сурияк» тәрҗимиси вә грек тилидики бир кона тәрҗимисигә әгишимиз.\ft*\f* \v 5 У өйниң чоң зелиниң тамлирини арча-қариғай тахтайлири билән қаплатти, андин кейин сап алтун қаплатти вә үстигә хорма дәриғиниң шәкли билән зәнҗир нәқишлирини ойдурди. \v 6 У өйни аламәт чирайлиқ қилип тамлирини йәнә есил таш-яқутлар билән зиннәтләтти. У ишләткән алтунлар пүтүнләй парвайим алтуни еди. \v 7 У пүтүн өйни, өйниң лимлири, ишик босуға-кешәклири, барлиқ тамлири вә ишиклирини алтун билән қаплиди; у тамға керубларниң нәқишлирини ойдурди. \v 8 Сулайман йәнә әң муқәддәс җайни ясатти; униң узунлуғи жигирмә гәз болуп (өйниң кәңлиги билән тәң еди), кәңлигиму жигирмә гәз еди; у униң ичини пүтүнләй сап алтун билән қаплатти; алтун җәмий болуп алтә йүз талалнт еди. \f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «алтә йүз талалнт»\+bd* — 600 талант бәлким 18.4 тонна еди.\ft*\f* \v 9 Алтун миқниң еғирлиғи җәмий әллик шәкәл болди. Балиханилириниң ичиму алтун билән қапланди.\f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «әллик шәкәл»\+bd* — 50 шәкәл бәлким 600 грам.\ft*\f* \m \v 10 Әң муқәддәс җай ичидә у икки керубниң һәйкилини ясап, уларни пүтүнләй алтун билән қаплиди. \v 11 Икки керубниң қанитиниң узунлуғи җәмий жигирмә гәз еди; бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз болуп, өйниң темиға тегип туратти; иккинчи тәрәптики қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, иккинчи бир керубниң қанитиға йетәтти. \v 12 Йәнә бир керубниң қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, уму өй темиға тегип туратти; иккинчи бир қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, алдинқи бир керубниң қанитиға йетәтти. \v 13 Бу икки керубниң қанатлири йейилған һалда болуп, узунлуғи җәмий жигирмә гәз келәтти; иккила керуб өрә турғузулған болуп, йүзлири өйниң ичигә қарайтти. \m \v 14 Сулайман йәнә көк рәңлик, сөсүн рәңлик, тоқ қизил вә ақ рәңлик жип тоқулмилиридин вә нәпис канаптин \add өйниң ичидики\add* пәрдисини ясатти, униң үстигә керубларни кәштә қилип тоқутти. \m \v 15 Өйниң алдиға йәнә егизлиги оттуз бәш гәз келидиған икки түврүк ясап қойдурди; һәр түврүкниң бешиниң егизлиги бәш гәз келәтти. \v 16 У йәнә (ички каламханидикидәк) марҗансиман зәнҗир яситип, түврүк башлири үстигә орнатти; у йүз данә анар яситип уларни зәнҗирләргә орнатти. \f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «каламхана»\+bd* — «әң муқәддәс җай»ниң «каламхана» дәп атилишиниң сәвәви, униңда Худа Муса пәйғәмбәргә тапшурған «әһдә таш тахтилири» (Худаниң калами) селинған «әһдә сандуғи» бар еди; вә униң үстигә бәлким бәзи вақтида, Баш каһин шу «әң муқәддәс җай»ға киргәндә, Худаниң бешарәтлири уларға келиши мүмкин еди.\ft*\f* \v 17 У бу икки түврүкни өйниң алдиға, бирисини оң тәрипидә, бирисини сол тәрипидә турғузди; у оң тәрәптикисини Яқин, сол тәрәптикисини Боаз дәп атиди.\f □ \fr 3:17 \fr*\ft \+bd «Яқин» ... «Боаз»\+bd* — «Яқин» дегән сөз «У мустәһкәмләйду» дегән мәнидә; «Боаз» бәлким «күч билән» яки «қудрәттә» дегән мәнидә болуши мүмкин. Икки түврүкниң мәнаси шу чағда «У (Худа) буни (муқәддәс өйини) қудрәт билән мустәһкәмләйду» дегәнлик болиду.\ft*\f* \b \b \m \c 4 \m \v 1 Узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги жигирмә гәз, егизлиги он гәз келидиған бир мис қурбангаһ ясатти. \v 2 У мистин «деңиз» ясатти; униң шәкли дүгиләк болуп, у гирвикидин бу гирвикигичә он гәз келәтти; егизлиги бәш гәз, айланмиси оттуз гәз еди. \f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «деңиз»\+bd* — каһинлар жуюнидиған чоң бир дастур.\ft*\f* \v 3 «Деңиз»ниң сиртқи аста қисми буқиниң шәкли билән чөрүлдүрүп безәлгән болуп, буқилар һәр бир гәзгә ондин, икки қатар қилинип, мис «деңиз» билән тәң қуюп чиқилған еди. \v 4 Мис «деңиз»ни он икки мис буқа көтирип туратти; униң үчи шималға, үчи ғәрипкә, үчи җәнупқа, үчи шәриққә қарап туратти. «деңиз» буқиниң дүмбисигә ятқузулған болуп, буқиларниң қуйруғи ичи тәрәптә еди. \v 5 Мис деңизниң қелинлиғи бир алқан болуп, чөриси чининиң гирвикидәк нилупәр шәклидә қилинған, униңға үч миң бат су пататти. \f □ \fr 4:5 \fr*\ft \+bd «үч миң бат су»\+bd* — үч миң бат мошу йәрдә бәлким тәхминән 30000 литр болса керәк еди. Ибадәтханидики схемиларни көрүң.\ft*\f* \v 6 У йәнә он «жуюш деси» яситип, бәшини мис деңизниң оң тәрипигә, бәшини сол тәрипигә қойғузди; көйдүрмә қурбанлиқларға ишлитидиған буюм-әсваплириниң һәммиси шу дасларда жуюлатти; «деңиз» болса каһинларниң жуюнуши үчүн ишлитиләтти. \m \v 7 У йәнә бәлгүләнгән шәкилдә он алтун чирақдан яситип муқәддәс җайниң ичигә орнатти; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойдурди. \v 8 Йәнә он ширә яситип муқәддәс җайниң ичигә қойғузди; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойғузди. У йәнә йүз данә алтун чинә ясатти. \m \v 9 У йәнә «каһинлар һойлиси», чоң һойла вә чоң һойлиниң дәрвазилирини ясатти вә дәрвазиларниң һәммисини мис билән қаплатти. \v 10 У мис «деңиз»ни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойғузди. \m \v 11 Һурам йәнә қазан, күрәк вә қача-қучиларни әткүзди. Һурам шу тәриқидә Сулайман падиша үчүн Худаниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүттүрди, \f □ \fr 4:11 \fr*\ft \+bd «Һурам»\+bd* — йәни Һурам-аби. 2:13ни көрүң.\ft*\f* \v 12 Йәни икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди. \v 13 Шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти; бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики апқурсиман икки башни йепип туратти. \v 14 У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни, \v 15 «мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди. \v 16 Қазан, күрәк, вилка-илмәкләр, вә мунасивәтлик барлиқ әсвапларни Һурам-Аби Пәрвәрдигарниң өйини дәп Сулайман падишаға пақирайдиған миста яситип бәрди. \v 17 Падиша буларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зәрәдатаһ оттурисида, \add шу йәрдики\add* сеғиз лайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти. \f □ \fr 4:17 \fr*\ft \+bd «Зәрәдатаһ»\+bd* — яки «Зарәтан» («1Пад.» 17:46ни көрүң).\ft*\f* \v 18 Сулайман ясатқузған бу әсвапларниң сани интайин көп еди; кәткән мисниң еғирлиғини өлчәп болмайтти. \m \v 19 Сулайман йәнә Худаниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған ширәләрни \v 20 вә сап алтунда қилинған чирақданлар билән чирақлирини ясатқузди; бу чирақлар бәлгүлимә бойичә ички «каламхана» алдида яндуруш үчүн болди. \f □ \fr 4:20 \fr*\ft \+bd «каламхана»\+bd* — «әң муқәддәс җай»ниң йәнә бир атилишидур. 3:16дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 21 У йәнә чирақданниң гүллири, чирақ вә пилик қайчилириниң һәммисини алтундин қилдурди (улар сап алдундин еди). \v 22 У йәнә печақлар, тавақлар, пиялә-қача вә күлданларниң һәммисини сап алтундин қилдурди. У өйниң ишиклирини, йәни ичидики әң муқәддәс җайға киридиған ички қатлима ишикләр вә өйниң «муқәддәс җай»иниң ташқириқи ишиклирини алтундин қилдурди.\f □ \fr 4:22 \fr*\ft \+bd «печақлар»\+bd* — яки «пилик қайчилири» яки «лахшигирлар». \+bd «У өйниң ишиклирини, йәни ичидики әң муқәддәс җайға киридиған ички қатлима ишикләр ... алтундин қилдурди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси «У өйниң ишиклири, йәни әң муқәддәс җайниң ичигә киридиған қатлима ишикләр вә өйниң «муқәддәс җай»иниң ташқириқи ишиклириниң турум-үлгүҗәклирини алтундин қилдурди».\ft*\f* \b \b \m \c 5 \m \v 1 Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилидиған барлиқ қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут \add Худаға\add* атап беғишлиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә һәммә башқа буюмларни) елип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди. \b \m \s1 Сулайман әһдә сандуғини ибадәтханиға елип кириду \r 1Пад. 8:1-66 \m \v 2 Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға жиғилишқа чақирди. \v 3 Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айда, бекитилгән һейтта падишаниң қешиға жиғилди \f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «йәттинчи айда бекитилгән һейт»\+bd* — бу һейт «кәпиләр һейти» (йәнә «чедир һейти» яки «мевә һосул һейти»му дәп атилатти), 7-айниң 15-22 күнлиридә өткүзүлиду («Лав.» 23:34). Исраилниң әрлири униңға Йерусалимда қатнишиши лазим еди.\ft*\f* \v 4 Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип \add маңди\add*. \v 5 Улар әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар болған Лавийлар мошуларни елип чиқти.\f □ \fr 5:5 \fr*\ft \+bd «җамаәт чедири»\+bd* — яки «җамаәт жиғилидиған чедир», йәни «ибадәт чедири».\ft*\f* \m \v 6 Сулайман падиша вә барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калини қурбанлиқ қиливататти. \v 7 Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип керубларниң қанатлириниң астиға қойди. \f □ \fr 5:7 \fr*\ft \+bd «каламхана»\+bd* — «әң муқәддәс җай»ниң йәнә бир атилишидур. 3:16дики изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 8 Керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти. \v 9 Бу балдақлар сандуқниң тутқучлиридин наһайити узун чиқип турғачқа, каламханиниң алдида туруп әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта. \f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «бүгүнгә қәдәр...»\+bd* — бу ибарә шуни испатлайдуки, «Тарих-тәзкирә»ниң хатирилириниң көпинчиси ибадәтхана техи өз җайида турған вақтида, сүргүн болуштин илгири йезилған (36-бап, 11-23-айәтләрни бәлким кейинки бир хатиричи қошуп язған).\ft*\f* \v 10 Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки тахтайдин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә әһдә түзгән еди).\f □ \fr 5:10 \fr*\ft \+bd «Һорәб теғи» \+bd* — Синай теғиниң башқа бир исмидур.\ft*\f* \m \v 11 Каһинлар муқәддәс җайдин чиқишти (шу йәрдә һазир болған барлиқ каһинлар, өз нөвитигә қаримай өзлирини Худаға атап пакизлиған еди; \f □ \fr 5:11 \fr*\ft \+bd «Каһинлар... өзлирини Худаға атап пакизлиған еди»\+bd* — мошу «пакизлаш» Тәвраттики таһарәт бәлгүлимиләргә әмәл қилиштин ибарәт еди (мәсилән, «Лав.» 21-бап, 22:1-9ни көрүң).\ft*\f* \v 12 нәғмә-навачи барлиқ Лавийлар, җүмлидин Асаф, Һеман, Йәдутун вә уларниң оғуллири һәм қериндашлири чәкмән тонлирини кийишип, қурбангаһниң шәрқидә туруп чаң, тәмбур вә чилтарлар челишиватқан еди; улар билән биллә канай челиватқан йәнә бир йүз жигирмә каһин бар еди) \v 13 вә шундақ болдуки, канайчилар билән нәғмә-навачилар һәммиси бирдәк челип, бир аваз билән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана ейтиватқанда, йәни канайлар, җаңлар вә һәр хил сазларни челип, жуқури аваз билән «Пәрвәрдигар меһривандур, өзгәрмәс муһәббити әбәдил-әбәтгичидур» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийәләватқанда — шу һаман ибадәтхана, йәни Пәрвәрдигарниң өйи бир булут билән толдурулди; \v 14 каһинлар әшу булут түпәйлидин вәзипилирини өтүшкә туралмайтти, чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Худаниң өйини толдурған еди. \b \b \m \c 6 \m \v 1 Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди; \v 2 Лекин, \add и Пәрвәрдигар\add*, мән Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.\f □ \fr 6:2 \fr*\ft \+bd «һәйвәтлик макан»\+bd* — йәнә бир хил тәрҗимиси «туралғу-макан».\ft*\f* \m \v 3 Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти. \v 4 У мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У әслидә Давутқа: — \m \v 5 «Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим, яки хәлқим Исраилға һөкүмран болушқа һеч қайси адәмни таллимидим; \v 6 һалбуки, Мән намим шу йәрдә болсун дәп Йерусалимни таллидим вә хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди. \m \v 7 Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди. \v 8 Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур; \v 9 амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди. \m \v 10 Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим. \v 11 Мән бу өйдә әһдә сандуғини қойдум; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң Исраиллар билән түзгән әһдә \add тахтилири\add* бардур» деди. \b \m \s1 Сулайман Исраил үчүн дуа қилиду \m \v 12 Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп қоллирини көтирип: — \v 13 (чүнки бая Сулайман мистин узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз келидиған бир пәштақ яситип, ташқириқи һойлиниң оттурисиға җайлаштурған еди. У әнә шу пәштақ үстигә чиқип туруп, пүткүл Исраил җамаити алдида жүкүнүп олтирип, асманға қарап ғуличини яйған еди) \v 14 — у мундақ дуа қилди: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә асманда нә зиминда Сәндәк Худа йоқтур; Сениң алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған Өз қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситисән. \v 15 Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңни мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән вуҗудқа чиқардиң. \v 16 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк, қанунумға әмәл қилип маңсила, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән. \v 17 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән! \m \v 18 Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә инсанлар билән макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини Сени сиғдуралмайдиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?! \v 19 Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуа вә илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән. \v 20 Шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намимни у йәрдә аян қилимән» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән. \f □ \fr 6:20 \fr*\ft \+bd «Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуаси»\+bd* — яки болмиса: «өз қулуңниң у җай тоғрисидики дуаси...»\ft*\f* \v 21 Қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗалириға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән. \m \v 22 Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә, \f □ \fr 6:22 \fr*\ft \+bd «Әгәр... ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә...»\+bd* — бундақ қәсәм тоғрилиқ «Чөл.» 11:5-31ни көрүң. «Қәсәм бу өйдики қурбангаһниң алдиға кәлсә...» мүмкинчилиги барки, Исраилда мошундақ қәсәмләрни ичиш үчүн қурбангаһниң алдиға келиш керәк әмәс еди, пәқәт: «Худаниң қурбангаһи алдида қәсәм қилимәнки...» дегәндәк сөзләр ейтилған болса «нәқ қурбангаһ алдида турғандәк» һесаплинатти.\ft*\f* \v 23 Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип Өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмниң гунайини өзигә қайтуруп, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән. \m \v 24 Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, яманлиғидин қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип саңа дуа билән илтиҗа қилса, \v 25 Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға вә өзлиригә тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән. \m \v 26 Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса, \v 27 Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән! \m \v 28 Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса, \v 29 ундақта барлиқ хәлқиң Исраил болсун, һәр қандақ киши болсун, өзигә кәлгән апәтни вә өз дәрдини билип, қоллирини бу өйгә сунуп, мәйли қандақ дуа яки илтиҗа қилсун, \v 30 әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән, Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, пәқәт Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән); \v 31 шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә Сәндин қорқуп йоллириңда маңидиған болиду. \m \v 32 Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса, у келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса, \v 33 Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду. \f □ \fr 6:33 \fr*\ft \+bd «бу өйниң Сениң намиң билән аталғини»\+bd* — бу ибарә Худаниң ибадәтханиси тоғрилиқ «бу өй Мениңкидур» вә «бу өйдә Мениң ким екәнлигим аян қилиниду» дегәндәк икки мәхситини көрситиду.\ft*\f* \m \v 34 Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса, \v 35 Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән. \m \v 36 Әгәр улар Саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өз зиминиға сүргүн қилип елип барған болса, \v 37 лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса, \v 38 — әгәр уларни сүргүн қилғанларниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип дуа қилса, \v 39 Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗалирини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип, Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини кәчүрүм қилғайсән; \v 40 әнди и Худайим, Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қилған дуаларға көзүң очуқ, қулиқиң диң болғай! \m \v 41 Әнди орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар Худа, \m Сән қудритиңниң ипадиси болған әһдә сандуғуң билән, \m Өз арамгаһиңға киргәйсән! \m Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийдүрүлсун, \m Мөмин бәндилириң яхшилиғиңдин шатлансун! \m \v 42 И Пәрвәрдигар Худа, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән; \m Қулуң Давутқа көрсәткән өзгәрмәс муһәббитиңни есиңдә тутқайсән!».\f □ \fr 6:42 \fr*\ft \+bd «Өзүң мәсиһ қилғиниң»\+bd* — бу, бәлким Давутниң әвлади болған Сулайман падишаниң өзи үчүн қилған дуаси. Худаниң «мәсиһ қилғини» тоғрилиқ «Зәбур» 2-күй вә изаһатларни көрүң. \+bd «қулуң Давутқа көрсәткән өзгәрмәс муһәббитиң»\+bd* — шүбһисизки, бу ибарә Худаниң Давутқа қилған барлиқ вәдилирини өз ичигә алиду.\ft*\f* \b \b \m \c 7 \s1 Сулайман ибадәтханини Худаға беғишлайду \m \v 1 Сулайман дуасини түгитишигила, асмандин от чүшүп көйдүрмә қурбанлиқ һәмдә башқа қурбанлиқларни қоймай көйдүрүвәтти; Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйни толдурди. \v 2 Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйни толдурувәткәчкә, каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кирәлмиди. \v 3 От чүшкәнлигини вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң үстидә тохтиғанлиғини көрүп, Исраилларниң һәммиси таш ятқузулған мәйданда жүкүнүп баш уруп: «Пәрвәрдигар меһривандур, Униң өзгәрмәс муһәббити мәңгүгичә туриду!» дәп Пәрвәрдигарға ибадәт қилип тәшәккүр-мәдһийә оқушти. \v 4 Падиша вә пүткүл хәлиқ Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқлирини сунди. \v 5 Сулайман падиша жигирмә икки миң кала, бир йүз жигирмә миң қойни қурбанлиқ қилип сунди. Шундақ қилип падиша вә пүткүл хәлиқ Худаниң өйини \add Худаға\add* беғишлиди. \v 6 Каһинлар вә шундақла Пәрвәрдигарға атиған сазларни тутқан Лавийлар өз орунлирида туратти (падиша Давут бу сазларни Пәрвәрдигарниң мәдһийисидә ишләткили ясиған еди, \add у Пәрвәрдигарға\add*: «Униң өзгәрмәс муһәббити әбәткичидур» дәп мәдһийә оқуғинида уларни ишлитәтти); каһинлар Лавийларниң удулида туруп канай челишатти; Исраилларниң һәммиси шу йәрдә өрә турушқан еди. \m \v 7 Сулайман Пәрвәрдигарниң өйиниң алдидики һойлисиниң оттурисини айрип муқәддәс қилип, у йәрдә көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини сунди; чүнки Сулайман ясатқан мис қурбангаһ көйдүрмә қурбанлиқлар, аш һәдийилири вә қурбанлиқларниң яғлирини қобул қилишқа кичик кәлди. \v 8 Шуниң билән у вақитта Сулайман вә униң билән болған пүтүн Исраил, йәни Хамат райониға кириш еғизидин тартип Мисир еқиниғичә һәммә йәрләрдин кәлгән зор бир җамаәт һейт өткүзди. \f □ \fr 7:8 \fr*\ft \+bd «Хамат райониға кириш еғизидин тартип...»\+bd* — яки «Либо-Хаматтин тартип...».\ft*\f* \v 9 Сәккизинчи күни улар тәнтәнилик бир ибадәт жиғилиши өткүзди; улар йәттә күн қурбангаһни Худаға атап беғишлиған еди андин улар йәнә йәттә күн һейт өткүзди. \f □ \fr 7:9 \fr*\ft \+bd «... Йәнә йәттә күн һейт өткүзди»\+bd* — «кәпиләр һейти» бекитилгән вақит йәттә күн еди. Исраиллар мошу вақитқа йәнә йәттә күн қошти.\ft*\f* \v 10 Йәттинчи айниң жигирмә үчинчи күни падиша хәлиқни өз өй-чедирлиригә қайтурди; улар Пәрвәрдигарниң Давутқа, Сулайманға вә Өз хәлқи Исраилға қилған яхшилиқлири үчүн қәлбидә шат-хурам болуп қайтип кәтти. \b \m \v 11 Шундақ қилип Сулайман Пәрвәрдигарниң өйини вә падишаниң ордисини ясап пүттүрди. Сулайманниң көңлигә Пәрвәрдигарниң өйидә вә өзиниң ордисида немә қилиш кәлгән болса, шу ишларниң һәммиси оңушлуқ пүтти.\f □ \fr 7:11 \fr*\ft \+bd «орда»\+bd* — бу айәттә «өй» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \b \m \s1 Пәрвәрдигар Сулайманға вәдә һәм агаһ бериду \r 1Пад. 9:1-9 \m \v 12 Андин Пәрвәрдигар кечидә Сулайманға аян болуп униңға: «Мән сениң дуайиңни аңлидим вә Өзүмгиму бу җайни «қурбанлиқ өйи» болушқа таллидим. \v 13 Әгәр Мән асманни ямғур яғмайдиған қилип етивәтсәм яки чекәткиләргә зиминдики мәһсулатларни йәп ташлашни буйрусам вә яки хәлқим арисиға ваба тарқитивәтсәм, \v 14 \add шу чағда\add* намим билән аталған бу хәлқим өзини кәмтәр тутуп, дуа қилип йүзүмни изләп, рәзил йоллиридин янса, Мән асманда туруп аңлап, уларниң гунайини кәчүримән вә зиминини сақайтимән. \f □ \fr 7:14 \fr*\ft \+bd ...\+bd*\+bdit уларниң\+bdit* зиминини сақайтимән — мошу дегәнлик Худаниң қәһәтчилик, чекәткиләр вә вабалар йәткүзгән зиянни әслигә кәлтүрүшини көрситиду.\ft*\f* \v 15 Әнди бу йәрдә қилинған дуаларға Мениң көзлирим очуқ вә қулақлирим диң болиду. \v 16 Мән әнди намим мәңгү бу йәрдә аян қилинсун дәп бу өйни таллап, уни Өзүмгә муқәддәс қилдим; көзүмму, қәлбимму һемишә шу йәрдә болиду. \m \v 17 Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп алдимда маңсаң, \v 18 Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп әһдә қилғинимдәк, Мән сениң падишалиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә мәһкәм қилимән. \v 19 Бирақ әгәр силәр Мениңдин йүз өрүп, Мән силәрниң алдиңларда җакалиған бәлгүлимилирим вә әмирлиримни ташлап, башқа илаһларниң қуллуғиға кирип чоқунсаңлар, \v 20 шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин жулуп ташлаймән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраилни һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти қилимән; \v 21 бу өй гәрчә һазир улуқ болсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси қаттиқ һәйран қилишип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилғанду?» дәп сорайду. \f □ \fr 7:21 \fr*\ft \+bd «бу өй гәрчә һазир улуқ болсиму...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «бу өй бир харабә болиду,...»\ft*\f* \v 22 Кишиләр: — Чүнки \add зиминдики хәлиқләр\add* ата-бовилириниң Худаси, йәни уларни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигарни ташлап, өзлирини башқа иларһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, У бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду. \b \b \m \c 8 \s1 Қурулушлар вә сода-сетиқлар \r 1Пад. 9:10-28 \m \v 1 Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаниң өйини ясап болғандин кейин, \v 2 у Һирам өзигә соға қилған шәһәрләрни қайтидин қуруп чиқти; Исраиллар шу йәрдә олтирақлашти.\f □ \fr 8:2 \fr*\ft \+bd «Һирам»\+bd* — яки «Һурам», йәни Турниң падишаси.\ft*\f* \m \v 3 Сулайман Хамат-Зобаһ шәһиригә берип уни ишғал қилди. \m \v 4 У йәнә чөлдики Тадморни вә өзиниң Хаматта қурған барлиқ ғәзнә шәһәрлирини йәнә оңшитип қурди. \v 5 У йәнә Үстүнки Бәйт-Һорон билән Астинқи Бәйт-Һоронни сепил, балдақлиқ қовуқлири болған қорғанлиқ шәһәрләргә айландурди; \v 6 Баалатни, шундақла өзигә хас һәммә ғәзнә шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, атлиқларни орунлаштурған шәһәрләрни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди. \m \v 7 Исраилдин болмиған Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин \add Исраил\add* зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса, \v 8 Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләрниң қалған әвлатлирини қуллуқ һашаға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди. \f □ \fr 8:8 \fr*\ft \+bd «Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләр...»\+bd* — бу вақиәләр Йәшуа пәйғәмбәр заманида болған. Тәвраттики «Йәшуа»ни көрүң. Мошу һашарчилар 13:5-16дә хатириләнгәнләрдин башқа һашарчилар болса керәк еди. \+bd «улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди»\+bd* — бу сөз Исраиллар техи өз вәтинидә турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә.\ft*\f* \v 9 Лекин Исраиллардин Сулайман өз ишлири үчүн һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди. \v 10 Булардин падиша Сулайманниң ишлигүчиләрниң үстигә қойған чоң назарәтчилири болуп, икки йүз әллик еди.\f □ \fr 8:10 \fr*\ft \+bd «чоң назарәтчилири... Икки йүз әлликИди»\+bd* — «1Пад.» 9:23дә бу сан бәш йүз әллик дейилиду. Бәлки бу санлар башқа-башқа вақиттики әһвалларни көрситиши мүмкин.\ft*\f* \m \v 11 Сулайман Пирәвнниң қизини «Давутниң шәһири»дин өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс; чүнки Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи барғанлиги җайларниң һәммиси муқәддәстур», — деди. \f □ \fr 8:11 \fr*\ft \+bd «Сулайман Пирәвнниң қизини ... өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс»\+bd* — униң шундақ орунлаштурушиниң сәвәви, Пирәвнниң қизи Йәһудий болмиғачқа вә бәлким Пәрвәрдигардин қорқмиғанлиғи үчүн еди.\ft*\f* \m \v 12 Сулайман бу чағда Пәрвәрдигарниң қурбангаһида, йәни \add муқәддәс җайниң\add* айваниниң алдиға салдурған қурбангаһта Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ тәқдим қилатти; \v 13 — йәни Муса пәйғәмбәрниң тапшуруғи бойичә, һәр күни, шабат күнлиридә, айниң биринчи күнлиридә вә һәр жилда үч қетим өткүзүлидиған алаһидә һейт күнлиридә — «петир нан һейти», «һәптиләр һейти» вә «кәпиләр һейти»дики күнләрдә бекитилгән бурчлуқ қурбанлиқларни қилатти. \f □ \fr 8:13 \fr*\ft \+bd «петир нан һейти»\+bd* — йәнә «өтүп кетиш һейти» яки «пасха һейти» дәп атилиду. Әмәлийәттә «өтүп кетиш һейти» «петир нан һейти»ниң биринчи күнидила өткүзүлиду. \+bd «кәпиләр һейти»\+bd* — «һәптиләр һейти» — йәни «дәсләпки һосул һейти» дәп атилиду.\ft*\f* \v 14 Сулайман йәнә атиси Давутниң бәлгүләп бәргини бойичә каһинларниң хизмәтлириниң вә Лавийларниң бурчлириниң ада қилиниши үчүн нөвәт-гуруппиларни бекитти; Лавийларниң һәр күни мәдһийә оқуш вә каһинларниң алдида хизмәтләрни ада қилиш бурчи бар еди. Сулайман йәнә дәрвазивәнләрни нөвити бойичә һәр дәрвазиниң хизмитини қилишқа бекитти; чүнки Худаниң адими Давутниң буйруғи шундақ еди. \v 15 \add Каһин-лавийлар\add* падишаниң каһинларға вә Лавийларға буйруғанлиридин, мәйли қандақ иш болсун яки ғәзниләргә даир иш болсун һеч баш тартмайтти. \m \v 16 Пәрвәрдигарниң өйини селишта, өй ули селинған күндин тартип пүткичә Сулайманниң барлиқ қурулуш ишлири пухта тамамланди. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйи пүтти. \m \v 17 Андин Сулайман Едом зиминида \add Қизил\add* деңиз бойидики Әзион-Гәбәргә вә Елатқа қарап маңди. \v 18 Һурам \add падиша\add* өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар Сулайманниң хизмәткарлири билән биллә Офирға берип, у йәрдин төрт йүз әллик талант алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди. \f □ \fr 8:18 \fr*\ft \+bd «төрт йүз әллик талант алтун»\+bd* — 450 талант бәлким 15 тонна еди. \+bd «Һурам өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар ... Офирға берип, у йәрдин ... алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди»\+bd* — Һурамниң кемилири бәлким жуқурида 17-айәттә тилға елинған Әзион-Гәбәр вә Елат дегән портларға берип-келәтти.\ft*\f* \b \b \m \c 9 \s1 Шебаниң аял падишаси даналиқни издәп келиду \r 1Пад. 10:1-3 \m \v 1 Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили Йерусалимға кәлди. У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти. \v 2 Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә Сулайманға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди. \m \v 3 Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға, \v 4 дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлири вә уларниң кийгән кийимлиригә вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.\f □ \fr 9:4 \fr*\ft \+bd «үни ичигә чүшүп кәтти»\+bd* — ибраний тилида «униңда роһ қалмиди». Демәк, интайин һәйран қалди.\ft*\f* \m \v 5 У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән; \v 6 амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән һәтта йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән. \v 7 Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлири нәқәдәр бәхитликтур! \v 8 Силидин сөйүнгән, силини өзи үчүн Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Худалири Исраилға бағлиған муһәббити үчүн, уларни мәңгү мәзмут турсун дәп У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили улар үстигә падиша қилди, деди. \m \v 9 У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар шуниңдин кейин һеч көрүнгән әмәс \v 10 (Офирдин алтунларни әпкелидиған Һурамниң хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлири йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичини вә яқут-гөһәрләрниму елип кәлди. \v 11 Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәйләр ясап һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шундақ есил сәндәл яғичи Йәһуда зиминида бу вақитқичә һеч көрүлүп бақмиған еди). \f □ \fr 9:11 \fr*\ft \+bd «шундақ есил сәндәл яғичи»\+bd* — яки «ундақ сазлар».\ft*\f* \v 12 Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға униң өзигә қилған соғилиридин ашуруп соға тутти, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти. \b \m \s1 Сулайманниң байлиқлири \r 1Пад. 10:14-29 \m \v 13 Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди. \f □ \fr 9:13 \fr*\ft \+bd «алтә йүз атмиш алтә талант»\+bd* — 666 талант, 22 тонна.\ft*\f* \v 14 Бу киримдин башқа, оқәтчи-тиҗарәтчиләр, барлиқ әрәб падишалар вә өз зиминидики әмәлдарларму алтун-күмүчләрни елип Сулайманға тапшуратти. \m \v 15 Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти . \f □ \fr 9:15 \fr*\ft \+bd «алтә йүз шәкәл»\+bd* — 600 шәкәл бәлким 7 килограмға йеқин.\ft*\f* \v 16 Шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч йүз шәкәл алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.\f □ \fr 9:16 \fr*\ft \+bd «үч йүз шәкәл»\+bd* — 300 шәкәл бәлким 3.5 килограмға йеқин. \+bd «Ливан ормини сарийи»\+bd* — Сулайманниң ордисиниң «Ливан ормини сарийи» дәп атилишиниң сәвәви униң қурулушида Ливандин кәлтүрүлгән чирайлиқ кедир яғачлирини көп ишләткәнликтин болған еди. Орда ичидә «кедир яғичи түврүгидин төрт қатар» болғини үчүн «ормандәк» көрүнгән болса керәк.\ft*\f* \m \v 17 Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхт ясап, уни сап алтун билән қаплатти. \v 18 Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди, униң бир алтун путпәриси тәхт билән тутишип туратти; орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди. \v 19 Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди. \m \v 20 Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини Сарайи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немә һесаплинатти. \v 21 Чүнки падишаниң кемилири Һурамниң хизмәткарлири билән биллә Таршишқа берип туратти; «Таршиш кемә»ләр һәр үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.\f □ \fr 9:21 \fr*\ft \+bd «Таршиш\+bd* — «Таршиш» дегән исим Испанийә, шималий Африқа яки Британнийәни яки үчиниң һәммисини көрситиду. \+bd «Таршиш кемә»\+bd* — бәлким Таршиш дегән портқа берип келиш сәпиригә чидамлиқ болған кемини көрситәтти.\ft*\f* \m \v 22 Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди. \v 23 Худаниң Сулайманниң көңлигә салған даналиқини аңлаш үчүн йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти; \v 24 кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Һәр жили улар бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти. \f □ \fr 9:24 \fr*\ft \+bd «тетитқулар»\+bd* — яки «хушбуй буюмлар».\ft*\f* \m \v 25 Вә Сулайманниң җәң һарвусиға қатидиған атлири үчүн төрт миң еғили бар еди, шуниңдәк он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туридиған Йерусалимға орунлаштурди. \f □ \fr 9:25 \fr*\ft \+bd «җәң һарвусиға қатидиған атлири үчүн төрт миң еғил»\+bd* — яки «атлар үчүн төрт миң еғили, җәң һарвулири вә...». \+bd «он икки миң атлиқ әскири»\+bd* — яки пәқәт «он икки миң атлири».\ft*\f* \v 26 Сулайман \add Әфрат\add* дәриясидин Филистийә зиминиғичә таки Мисирниң чегарисиға қәдәр болған барлиқ падишалиқлар үстидин һөкүмранлиқ қилди. \v 27 Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди. \f □ \fr 9:27 \fr*\ft \+bd «кедир дәрәқлири»\+bd* — яки «кедир яғичи». Лекин бизниңчә Сулайман кедир яғичини ишлитипла қалмай, шу чирайлиқ дәрәқләрдин Йерусалим әтрапиға көп тиктүрди («Топ.» 2:5ни көрүң). \+bd «җәнубий түзләңлик»\+bd* — ибраний тилида «Шәфәлаһ» — бу йәр исми.\ft*\f* \v 28 Кишиләр атларни Мисирдин вә һәр қайси жутлардин Сулайманға йәткүзүп берип туратти. \b \m \v 29 Сулайманниң башқа әмәллири баштин ахириғичә «Натан пәйғәмбәрниң баянлири», «Шилоһлуқ Ахияһниң бишарити», шундақла Нибатниң оғли Йәробоам тоғрилиқ «Алдин көргүчи Иддо көргүн аламәт көрүнүшләр» дегән китапларға пүтүлгән әмәсмиди? \f □ \fr 9:29 \fr*\ft \+bd «Натан пәйғәмбәрниң баянлири», «Шилоһлуқ Ахияһниң бишарити» вә «Алдин көргүчи Иддо көргүн аламәт көрүнүшләр»\+bd* — мошу үч китаптин һазир хәвиримиз йоқ.\ft*\f* \x + \xo 9:29 \xo*\xt 1Пад. 11:41-43\xt*\x* \m \v 30 Сулайман Йерусалимда туруп пүтүн Исраилниң үстидин қириқ жил сәлтәнәт қилди. \v 31 Сулайман ата-бовилири арисида ухлиди; халайиқ уни атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилди; униң оғли Рәһобоам униң орниға падиша болди.\f □ \fr 9:31 \fr*\ft \+bd «Сулайман... ата-бовилири арисида ухлиди»\+bd* — мошу ибарә вә униңға охшап кетидиған ибариләр үстидә «Падишаһлар»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.\ft*\f* \b \b \m \c 10 \s1 Исраил иккигә бөлүнүп кетиду — шималий қәбилиләр Рәһобоамға қарши чиқиду \r 1Пад. 12:1-24 \m \v 1 Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди. \v 2 Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда шундақ болдики, Мисирдин қайтип кәлди (чүнки у Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти). \v 3 Әнди халайиқ адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил келип Рәһобоамға: — \m \v 4 Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти. \m \v 5 У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти. \v 6 Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди. \m \v 7 Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқни хуш қилип уларға меһриван муамилә көрситип, уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди. \m \v 8 Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап \v 9 уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди. \v 10 Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур. \v 11 Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән», дегәйла, — деди.\f □ \fr 10:11 \fr*\ft \+bd «чаянлиқ қамчилар»\+bd* — яки болмиса «чаянлар» дегәнниң немә екәнлиги һазир мәлум әмәс, һеч болмиғанда падишаниң интайин қаттиқ муамилисини көрситиду, әлвәттә.\ft*\f* \m \v 12 Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди. \v 13 Рәһобоам падиша мойсипитларниң мәслиһәтини ташлап көпчиликкә қаттиқлиқ билән җавап бәрди. \v 14 У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән уни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди. \m \v 15 Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Худа тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди. \m \v 16 Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Һәр бириңлар өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти.\f □ \fr 10:16 \fr*\ft \+bd «өй-чедирлириға қайтип кетишти»\+bd* — «ибраний тилида «өз чедирлириға қайтип кетишти».\ft*\f* \m \v 17 Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди. \f □ \fr 10:17 \fr*\ft \+bd «Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраиллар»\+bd* — буларниң көпинчиси Йәһуда вә Бинямин қәбилилиридин болған, әлвәттә. Башқа қәбилидикиләрмй болуши мүмкин.\ft*\f* \v 18 Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти. \v 19 Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди. \f □ \fr 10:19 \fr*\ft \+bd «Исраил»\+bd* — бу тарихта мошу йәрдин башлап адәттә «шималий падишалиқ», йәни «он қәбилә»ни көрситиду.\ft*\f* \b \b \m \c 11 \s1 Рәһобоамниң ишлири \m \v 1 Рәһобоам Йерусалимға келип, Исраил билән җәң қилип падишалиқни өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуда билән Бинямин җәмәтидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди. \v 2 Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: — \m \v 3 «Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, Йәһуда билән Биняминдики Исраилларға сөз қилип: —\f □ \fr 11:3 \fr*\ft \+bd «Йәһуда билән Биняминдики Исраиллар»\+bd* — бәлким Йәһуда қәбилисидикиләр, Бинямин қәбилисидикиләр (өзлирини «Исраиллар» дәп һесаплиған, әлвәттә) һәм Йәһуда вә Бинямин жутлирида турушлуқ башқа қәбилиләрдин кәлгән Исраилларни көрсәтсә керәк.\ft*\f* \m \v 4 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Вә улар Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салди, Йәробоамға һуҗум қилиштин янди. \m \v 5 Рәһобоам Йерусалимда туратти, вә Йәһудада қорғанлиқ шәһәрләрни салғузған еди. \v 6 У Бәйт-Ләһәм, Етам, Тәкоа, \v 7 Бәйт-Зур, Сокоһ, Адуллам, \v 8 Гат, Марәшаһ, Зиф, \v 9 Адорайим, Лақиш, Азикаһ, \v 10 Зораһ, Айҗалон, Һебронни ясатти; буларниң һәммиси қорғанлиқ шәһәрләр болуп, Йәһуда вә Биняминниң зиминида еди. \f □ \fr 11:10 \fr*\ft \+bd «Зораһ»\+bd* — яки «Зореаһ».\ft*\f* \v 11 У барлиқ қәлъә-қорғанларни мустәһкәмлиди вә уларда сәрдарларни тайинлиди, запас ашлиқ, май вә шарапларни тәйярлиди. \f □ \fr 11:11 \fr*\ft \+bd «барлиқ қәлъә-қорғанлар»\+bd* — бәлким жуқурида тилға елинған шәһәрләрни, болмиса улардин айрим туридиған қәлъә-қорғанларни көрситиду.\ft*\f* \v 12 У йәнә һәр қайси шәһәрләрни көплигән қалқан вә нәйзиләр билән қуралландуруп, аламәт мустәһкәмливәтти. Йәһуда билән Бинямин униң тәрипидә туратти.\f □ \fr 11:12 \fr*\ft \+bd «униң тәрипидә туратти»\+bd* — яки «униңға тәвә еди».\ft*\f* \m \v 13 Пүткүл Исраилда туруватқан каһинлар билән Лавийлар қайси жутта болмисун униң тәрипидә туратти. \v 14 Чүнки Йәробоам билән униң оғуллири Лавийларни чәткә қеқип, уларниң Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп каһинлиқ өткүзүшини чәклигәнлиги үчүн, улар өзлириниң отлақлири вә мал-мүлкини ташлап Йәһуда зиминға вә Йерусалимға келишкән еди \v 15 (чүнки Йәробоам «жуқури җайлар»дики хизмәт үчүн «текә илаһлири» вә өзи ясиған мозай мәбудлириниң қуллуғида болушқа өзи үчүн каһинларни тайинлиған еди). \f □ \fr 11:15 \fr*\ft \+bd «жуқури җайлар»\+bd* — Тәвраттики «Қан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: Бириси Маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекиткән еди). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилған. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилди (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).\ft*\f* \v 16 Вә бу \add Лавийларға\add* әгишип, Исраилниң һәммә қәбилилиридин көңлидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип-издәшкә ирадә тиклигәнләр ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн Йерусалимға келишти. \v 17 Шундақ қилип улар Йәһуда падишалиғиниң күчини ашуруп, Сулайманниң оғли Рәһобоамни үч жил күчләндүрди; чүнки \add Йәһудадикиләр\add* үч жил Давутниң вә Сулайманниң йолида маңған еди. \m \v 18 Рәһобоам Маһалатни әмригә алди. Маһалат Давутниң оғли Йәримотниң қизи; униң аниси Йәссәниң оғли Елиабниң қизи Абиһайил еди. \v 19 Маһалаттин Рәһобоамға Йәуш, Шемария вә Заһам дегән оғуллар төрәлди. \v 20 Кейинки вақитларда Рәһобоам йәнә Абшаломниң \add нәврә\add* қизи Маакаһни әмригә алди; у униңға Абия, Аттай, Зиза вә Шеломитларни туғуп бәрди. \v 21 Рәһобоам Абшаломниң \add нәврә\add* қизи Маакаһни әмригә алған барлиқ аяллири вә кенизәклиридин бәкрәк сөйәтти; чүнки у җәмий он сәккиз аял вә атмиш кенизәкни әмригә алған; у җәмий жигирмә сәккиз оғул, атмиш қиз пәрзәнт көргән. \v 22 Рәһобоам Маакаһдин болған оғли Абияни қериндашлири ичидә һәммидин чоң шаһзадә қилип тиклиди, чүнки у уни падишалиққа варис қилмақчи еди. \v 23 Рәһобоам ақиланилик билән иш көрүп, оғуллирини Йәһуданиң барлиқ зиминлири вә Биняминниң барлиқ зиминлиридики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштуруп, уларни наһайити көп запас озуқ-түлүк билән тәминлиди; у йәнә уларға нурғун хотун елип бәрди. \b \b \m \c 12 \s1 Рәһобоам Пәрвәрдигарға йүз өрийду \r 1Пад. 14:21-31 \m \v 1 Рәһобоамниң падишалиғи мустәһкәм болғанда, шундақла күчәйгәндә, шундақ болдики, у Пәрвәрдигарниң қанун-әһкамлирини тәрк қилди вә пүткүл Исраилларму униңға әгишип кәтти. \v 2 Вә уларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғини түпәйлидин, Рәһобоам сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қозғиди. \v 3 Шишак бир миң икки йүз җәң һарвуси, атмиш миң атлиқ әскәрни башлап кәлди; у өзи билән биллә Мисирдин елип чиққан ләшкәрләр, җүмлидин Ливийәликләр, Суккийләр вә Ефиопийләр сан-санақсиз еди. \v 4 У Йәһудаға тәвә болған қорғанлиқ шәһәрләрни ишғал қилди, андин Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди. \v 5 Бу чағда Шишак сәвәвидин Йәһуда әмәлдарлири Йерусалимға жиғилишқан еди; Шимая пәйғәмбәр Рәһобоам вә әмәлдарларниң йениға келип уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр мениңдин ваз кәчкиниңлар үчүн, Мәнму силәрдин ваз кечип Шишакниң қолиға тапшурдум» дәйду, деди. \m \v 6 Шуни аңлап, Исраил әмәлдарлири билән падиша өзлирини төвән қилип: — Пәрвәрдигар адилдур, дейишти. \m \v 7 Пәрвәрдигар уларниң өзлирини төвән қилғанлиғини көрүп Пәрвәрдигарниң сөзи Шимаяға йетип келип: —«Улар өзлирини төвән қилған екән, Мән уларни һалак қилмай, бәлки уларға азғинә ниҗат көрситимән вә Мениң қайнап турған ғәзивим Шишакниң қоли билән Йерусалимға төкүлмәйду. \f □ \fr 12:7 \fr*\ft \+bd «... уларға азғинә ниҗат көрситимән»\+bd* — яки «...уларни бир аздин кейин қутқузимән» яки «...уларни вақтинчә қутқузимән».\ft*\f* \v 8 Һалбуки, уларниң Маңа беқиниш билән дуниядики падишалиқларға беқинишниң қандақ пәрқи барлиғини билип йетиши үчүн, улар Шишакқа беқинди болиду» — дейилди. \m \v 9 Шуниң билән Мисир падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилип, Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзнә-байлиқлар билән падишаниң ордисидики ғәзнә-байлиқларни елип кәтти. У һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипар-қалқанларни қоймай елип кәтти. \v 10 Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди. \v 11 Падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у қалқанларни елип тутуп туратти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкелип қоюшатти. \m \v 12 Шуниң билән падиша өзини төвән қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң ғәзиви униңдин йенип, уни тамамән йоқитивәтмиди; Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди. \f □ \fr 12:12 \fr*\ft \+bd «Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди»\+bd* — яки «Йәһудадикиләр азрақ яхшилиқни көрди».\ft*\f* \m \v 13 Падиша Рәһобоам Йерусалимда аста-аста қудрәт тепип, өз сәлтәнитини сүрәтти. Рәһобоам тәхткә чиққан чеғида қириқ бир яшта еди; у Йерусалимда, йәни Пәрвәрдигар Өз намини тикләш үчүн пүткүл Исраил қәбилилири ичидин таллиған шәһәрдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди; Рәһобоамниң анисиниң исми Наамаһ болуп, у Аммоний еди. \v 14 Рәһобоам көңлидә Пәрвәрдигарни издәшни нийәт қилмиғанлиғи түпәйлидин рәзиллик қилди. \m \v 15 Рәһобоамниң барлиқ қилған ишлири баштин-ахириғичә нәсәб хатирилиридики «Шимая пәйғәмбәрниң сөзлири» вә «Алдин көргүчи Иддониң сөзлири»дә пүтүлгән әмәсмиди? Рәһобоам билән Йәробоам оттурисида урушлар тохтимай болуп туратти. \v 16 Рәһобоам ата-бовилири арисида ухлиди, «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди. Оғли Абия униң орниға падиша болди. \b \b \m \c 13 \s1 Абия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 1Пад. 15:1-8 \m \v 1 Падиша Йәробоамниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Абия Йәһуданиң үстигә падиша болди. \v 2 У Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Микая болуп, у Гибеаһлиқ Урийәлниң қизи еди. Абия билән Йәробоам оттурисида уруш болди. \v 3 Абия җәң қилиш үчүн хилланған җәңчиләрдин төрт йүз миңни башлап чиқти; Йәробоамму хилланған батур җәңчиләрдин сәккиз йүз миңни башлап чиқип, Абияға қарши сәп түзүп турди. \m \v 4 Абия Әфраим тағлиқ районидики Зәмарайим теғиға чиқип мундақ деди: — «И Йәробоам вә Исраил хәлқи, гепимгә қулақ селиңлар! \v 5 Билмәмсиләр, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар «тузлуқ әһдә» қилип, Исраилниң үстидики падишалиқни Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгүгә тәқдим қилғанғу? \f □ \fr 13:5 \fr*\ft \+bd «тузлуқ әһдә»\+bd* — демәк, туз билән ипадиләнгән. «Лав.» 2:13 вә «Чөл.» 18:19ни көрүң. Тәврат вә Инҗилда (уйғурлар арисида болғандәк) туз болса «мәңгүлүк»ниң, «чиримаслиқ»ниң вә «тәм»ниң символидур.\ft*\f* \v 6 Лекин Давутниң оғли Сулайманниң қули, Нибатниң оғли Йәробоам қозғилип өз ғоҗисидин йүз өриди. \v 7 Шуниң билән бәзи муттәһәмләр, «Белиялниң балилири» униң йениға жиғилип, Сулайманниң оғли Рәһобоам билән қаршилишишқа өзлирини күчләндүрди; Рәһобоам у чағда техи яш, сәбий балидәк болғачқа, уларға тәң келәлмиди. \f □ \fr 13:7 \fr*\ft \+bd «Белиял»\+bd* — Шәйтанниң башқа бир исмидур. «Белиялниң балилири» иплас адәмләрни билдүриду.\ft*\f* \v 8 Әнди силәр Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлириниң қолиға тапшурған падишалиғиға қарши чиқип «өзимизни көрситимиз» дәйсиләр; силәрниң адимиңлар дәрвәқә көптур; силәрдә йәнә Йәробоам силәргә ясап бәргән, илаһлар дәп қарилидиған алтун мозайлар бар. \v 9 Силәр Пәрвәрдигарниң каһинлири болған Һарунниң әвлатлири билән Лавийларни қоғливетип, йәр йүзидики башқа әлләр қилғинидәк өзлириңларға \add халиғанчә\add* каһин тикливалған әмәсмидиңлар? Кимдәким бир топақ вә йәттә қозини елип келип өзүмни \add каһинлиққа\add* беғишлаймән десә, у Худа болмиған бутларға каһин болалайду! \v 10 Лекин биз болсақ, Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур, биз униңдин ваз кәчмидуқ; Пәрвәрдигарниң хизмитидә болған каһинлар болса Һарунниң әвлатлиридур, Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта. \f □ \fr 13:10 \fr*\ft \+bd «Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта»\+bd* — яки «Лавийлар униң хизмитидә турмақта» — йәни Худаниң хизмитидә.\ft*\f* \v 11 Улар һәр күни әтиси-ахшими Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, есил хушбуй яқиду. Пакиз ширәгә «тәқдим нанлар»му тизип қоюлиду, һәр күни кәчтә улар алтун чирақдан үстидики чирақларни яндурулиду; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң тапшуруғиға әмәл қилип келиватимиз. Бирақ силәр болсаңлар униңдин ваз кәчтиңлар. \v 12 Қараңлар, Худа бизни Башлиғучи болуп биз билән биллидур; қоллириға канай алған, силәргә һуҗум қилишқа сигнал чилишқа тәйяр туридиған униң каһинлириму биз билән биллидур. И Исраил балилири, ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар билән җәң қилмаңлар; чүнки силәр һәргиз ғәлибә қазиналмайсиләр». \m \v 13 Лекин Йәробоам уларниң арқисидин һуҗум қилмақ үчүн бөктүрмә қойған еди. Шундақки, Исраиллар Йәһудаларниң алди тәрипидә еди вә бөктүрмә қошун уларниң арқа тәрипидә сақлап туратти. \v 14 Йәһудалар бурулуп қариса, мана өзлири алди-арқидин һуҗумға учравататти; улар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди, каһинларму канайларни чалди. \v 15 Буниң билән Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришти; вә шундақ болдики, Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришүватқанда, Худа Йәробоам билән барлиқ Исраилларни Абия билән Йәһудаларниң алдидин уруп терә-пәрәң қилди. \v 16 Исраиллар Йәһудаларниң алдидин қачти; Худа уларни Йәһудаларниң қолиға тапшурди. \v 17 Абия билән униң адәмлири Исраилларни қаттиқ қирғин қилди; Исраиллардин хилланған бәш йүз миң әскәр қәтл қилинди. \v 18 Бу чағда Исраиллар төвән қилинди; Йәһудадикиләр ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға таянғанлиғи үчүн ғәлибә қазанди. \f □ \fr 13:18 \fr*\ft \+bd «төвән қилинди»\+bd* — яки «мәғлуп қилинди».\ft*\f* \v 19 Абия Йәробоамниң кәйнидин қоғлап маңди; у униң илкидин бир қанчә шәһирини, йәни Бәйт-Әл вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Йешанаһ вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Әфрон вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни тартивалди. \v 20 Йәробоам Абияниң күнлиридә қайтидин күчлинәлмиди. Пәрвәрдигарниң уни уруши билән у өлди. \m \v 21 Абия болса өзини қудрәт тапқузди; у он төрт хотун елип, жигирмә икки оғул, он алтә қиз пәрзәнт көрди. \v 22 Абияниң башқа ишлири, униң маңған йоллири вә ейтқан сөзлири «Иддо пәйғәмбәрниң тәһлили»дә пүтүлгәндур. \b \b \m \c 14 \s1 Аса Йәһуда үстидә һөкүм сүриду — униң етиқати \r 1Пад. 15:9-12 \m \v 1 Абия ата-бовилири арисида ухлиди, кишиләр уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди. Оғли Аса униң орниға падиша болди. Аса падиша болған күнләрдә он жил тинич өтти. \v 2 Аса Худаси Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус вә тоғра болғанни қилди. \v 3 У ят әлләрдин кәлгән бут қурбангаһлирини вә «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүк»ләрни өрүп чеқип, Ашәраһ бутлирини кисип ташлиди, \f □ \fr 14:3 \fr*\ft \+bd «у ят әлләрдин кәлгән бут қурбангаһлирини вә «жуқури җайлар»ни йоқитип...»\+bd* — 11:15 вә изаһатини көрүң. \+bd ««Ашәраһ» бутлар»\+bd* — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди.\ft*\f* \v 4 Йәһудаларға ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издәшни, муқәддәс қанун-әмирләрни тутушни әмир қилди. \v 5 У йәнә Йәһуда зиминидики һәр бир шәһәрләрдин «жуқури җайлар»ни вә «күн түврүклири»ни йоқатти. У чағда пүтүн падишалиқ униң һөкүмранлиғида тинич-асайишлиқта өтти. \f □ \fr 14:5 \fr*\ft \+bd «күн түврүклири»\+bd* — яки «исриқгаһлар» яки «қуяш мәбудлири».\ft*\f* \v 6 У йәнә Йәһуда зиминида бир нәччә қорғанлиқ шәһәрләрни салдурди, чүнки жут-зимин арамлиқта болди; Пәрвәрдигар униңға арамлиқ бәргәчкә, шу жилларда һеч уруш болмиди. \v 7 У Йәһудаларға: — Зимин алдимизда тинич турғанда, бу шәһәрләрни сепил билән қоршалған, мунарлиқ, балдақлиқ қовуқлири болған шәһәрләр қилип қурайли; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарни издигинимиз үчүн У тиничлик бәрди; биз Уни издәп кәлдуқ вә У бизниң төрт әтрапимизда бизгә арамлиқ бәрди, деди. Шуниң билән улар қурулушни башлиди вә ишлири оңушлуқ болди. \v 8 Асаниң қошуни бар еди; Йәһуда қәбилисидин қалқан вә нәйзә билән қуралланған үч йүз миң әскири, Бинямин қәбилисидин сипар вә оқя билән қуралланған икки йүз сәксән миң кишилик; уларниң һәммиси батур әзимәтләр еди. \m \v 9 У чағда Зәраһ исимлиқ бир Ефиопий миллион кишилик қошуни билән үч йүз җәң һарвусини башлап, \add Асаға\add* һуҗум қозғап Марәшаһға кәлди. \f □ \fr 14:9 \fr*\ft \+bd «Ефиопий»\+bd* — яки «Һәбәш» (бир милләтниң нами). Ибраний тилида «Куший».\ft*\f* \v 10 Аса униң билән қаршилишишқа атланди; улар Марәшаһқа йеқин Зәфатаһ җилғисиға келип, бир-биригә қарши сәп түзүп турушти. \v 11 Аса Худаси Пәрвәрдигарға нида қилип: — И Пәрвәрдигар, Өз бәндәңгә ярдәм бәрсәң, у күчлүк болсун, аҗиз болсун Сән үчүн һеч қанчә иш әмәс. И Пәрвәрдигар Худайимиз, бизгә ярдәм қилғайсән; чүнки биз Саңа тайинимиз вә Сениң намиңда бу зор қошунға қарши атлинип чиқтуқ. И Пәрвәрдигар, Сән бизниң Худайимиздурсән, инсанлар Сениңдин ғалип кәлмисун! — деди.\f □ \fr 14:11 \fr*\ft \+bd «Өз бәндәңгә ярдәм бәрсәң, у күчлүк болсун, аҗиз болсун Сән үчүн һеч қанчә иш әмәс»\+bd* — яки «күчлүкләр билән аҗизлар оттурисидики җәңдә Сениңдин бөләк ярдәмчи йоқтур».\ft*\f* \m \v 12 Шуниң билән Пәрвәрдигар Аса вә Йәһудалар алдида Ефиопийләрни уруп тирипирән қиливәтти, Ефиопийләр қачти. \v 13 Аса өз адәмлири билән бирликтә уларни таки Гәрарғичә қоғлиди; Ефиопийләр шундақ жиқитилдики, улардин бир адәмму тирик қалмиди; чүнки улар Пәрвәрдигарниң алдида вә униң қошуни алдида кукум-талқан қилинди. Йәһудалар ғайәт зор җәң ғәнимәтлирини қолиға елип кәтти. \v 14 Улар йәнә Гәрар әтрапидики барлиқ шәһәрләргә һуҗум қилип ишғал қилди; чүнки Пәрвәрдигардин зор бир қорқунуч мошу шәһәрләрдикиләрни басқан еди. Йәһудалар йәнә һәммә шәһәрни бирниму қоймай булаң-талаң қилди, чүнки уларда толиму көп мал-мүлүк бар еди. \v 15 Улар йәнә мал баққан чарвичиларниң чедир-қотанлириғиму зәрб қилип, наһайити көп қой вә төгиләрни елип Йерусалимға қайтти. \b \b \m \c 15 \s1 Азария пәйғәмбәр Асаға агаһ вә риғбәт бериду; Аса униңға әмәл қилиду \m \v 1 Худаниң Роһи Одәдниң оғли Азарияниң үстигә чүшти. \v 2 Шуниң билән у Аса билән көрүшүшкә чиқип униңға: — И Аса, пүткүл Йәһудалар вә Биняминлар, маңа қулақ селиңлар! Силәр Пәрвәрдигар билән биллә болғиниңларда, Уму силәр билән биллә болиду. Силәр Уни излисәңлар У силәргә тапқузулиду; лекин силәр Униңдин ваз кәчсәңлар У силәрдин ваз кечиду. \v 3 Исраиллар узун күнләргичә һәқиқий Худа, тәлим беридиған каһин вә қанун-әһкамлардин җуда болуп жүрди; \v 4 Лекин улар қийинчилиқта қалған вақитларда Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қайтип, Уни издиди вә У уларға өзини тапқузди. \v 5 У вақитларда чиқип-кирип турғанларға һеч арамлиқ болмиған, чүнки һәр қайси әл-жутлар малиманчилиқ ичидә туратти. \v 6 Худа уларни һәр хил қийинчилиқ-малиманчилиқ ичидә қалдурғачқа, мәмликәт билән мәмликәт, шәһәр билән шәһәр өз ара соқушуп вәйран болди. \v 7 Лекин силәр болсаңлар, қәйсәр болуңлар, мәзмут туруп қоллириңларни бошатмаңлар, чүнки әмәллириңларниң әҗир-инъами бардур, деди. \m \v 8 Аса бу гәпләрни вә Одәд пәйғәмбәр бәргән бешарәтни аңлиғанда у дадиллишип, пүтүн Йәһуда вә Бинямин зиминлирида, шундақла Әфраимниң тағлиқ районлирида қолға чүшүргән һәр қайси шәһәрләрдики жиркинчлик бутларни йоқатти вә йәнә Пәрвәрдигарниң өйидики айван алдида турған Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин ясатти. \f □ \fr 15:8 \fr*\ft \+bd «Аса бу гәпләрни вә Одәд пәйғәмбәр бәргән бешарәтни аңлиғанда...»\+bd* — икки имканийәт бар: (1) Азария атиси Одәдниң исми билән атилатти; (2) униң атисиму Асаға бешарәт бәргән еди. Биз иккинчи пикиргә майилмиз; чүнки тексттә «бу гәпләрни вә... бешарәтни аңлиди» дейилиду. \+bd «жиркинчлик бутлар»\+bd* — ибраний тилида «жиркиничлик нәрсиләрни».\ft*\f* \v 9 У барлиқ Йәһудалар вә Биняминларни, шуниңдәк уларниң арисида олтирақлашқан барлиқ Әфраимий, Манассәһий, Шимеоний мусапирлирини жиғди (чүнки нурғун Исраиллар Асаниң Худаси Пәрвәрдигарниң униң билән биллә екәнлигини көргән болуп, Исраилдин чиқип Аса тәрәпкә өткән еди). \v 10 Асаниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили үчинчи айда улар Йерусалимға жиғилди. \v 11 Шу күни улар елип кәлгән җәң ғәнимәтлиридин йәттә йүз буқа вә йәттә миң қойни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилди. \f □ \fr 15:11 \fr*\ft \+bd «шу күни улар елип кәлгән җәң ғәнимәтлири...»\+bd* — 14:14-15ни көрүң.\ft*\f* \v 12 Улар йәнә ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни пүтүн қәлби вә бүтүн җени билән издәшкә бир әһдә түзүшти; \v 13 әһдидә, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издимигән қери-яш, әр-аял демәй һәммиси өлтүрүлсун, дейилди. \f □ \fr 15:13 \fr*\ft \+bd «қери-яш»\+bd* — яки «чоң-кичик».\ft*\f* \v 14 Улар жуқури аваз билән вақираш вә канай һәм бурға челиш билән Пәрвәрдигарға қәсәм беришти. \v 15 Пүткүл Йәһуда җамаити ичкән қәсимидин шатланди; чүнки улар пүтүн қәлби билән қәсәм ичкән болуп, Пәрвәрдигарни толиму тәлмүрүп издиди; вә У уларға Өзини тапқузди. Пәрвәрдигар уларға төрт әтрапида арамлиқ ата қилди. \f □ \fr 15:15 \fr*\ft \+bd «толиму тәлмүрүп издиди»\+bd* — ибраний тилида «барлиқ интизарлиғи билән издиди».\ft*\f* \v 16 Аса падиша йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «ашераһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип, аяқ астида чәйлиди вә Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.\f □ \fr 15:16 \fr*\ft \+bd «чоң аниси»\+bd* — мошу йәрдә ибраний тилида «аниси» билән ипадилиниду. \+bd «ханиш мәртивиси»\+bd* — бу сөзгә қариғанда униң чоң аниси Маақаһ падишалиқта иккинчи орунда туратти.\ft*\f* \x + \xo 15:16 \xo*\xt 1Пад. 15:13\xt*\x* \m \v 17 «Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби \add Пәрвәрдигарға\add* пүтүнләй беғишланған еди. \x + \xo 15:17 \xo*\xt 1Пад. 15:14\xt*\x* \v 18-19 Һәм атиси һәм у өзи Пәрвәрдигарға атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Худаниң өйигә кәлтүрди.\x + \xo 15:18-19 \xo*\xt 1Пад. 15:15\xt*\x* \b \b \m \c 16 \s1 Асаниң ишәш қилмайдиған йәрлири \r 1Пад. 15:16-24 \m \v 1 Шу вақиттин тартип таки Асаниң сәлтәнитиниң оттуз бәшинчи жилиғичә уруш болуп бақмиди. Асаниң сәлтәнитиниң оттуз алтинчи жили, Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди. \f □ \fr 16:1 \fr*\ft \+bd «16-бап»\+bd* — биз 15:19ни 16-бап ичигә киргүздуқ.\ft*\f* \v 2 У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдин вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдин алтун-күмүчни елип уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Бән-Һададқа әвәтип вә бу хәвәрни йәткүзүп: — \v 3 «Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтун әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди. \m \v 4 Бән-һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Абәл-майим, Нафталидики барлиқ амбар шәһәрлирини беқиндурди. \v 5 Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, қурулушларниң һәммисини тохтатти. \v 6 Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини башлап, Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. У мошуларни ишлитип Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди. \m \v 7 У чағда, алдин көргүчи Һанани Йәһуда падишаси асаниң йениға келип униңға: — Өзүң Пәрвәрдигар Худайиңға әмәс, бәлки Сурийә падишасиға таянғанлиғиң үчүн Сурийә падишасиниң қошуни өз қолуңдин қутулди. \v 8 Ефиопийләр билән Ливийәликләр чоң бир қошун әмәсмиди? Җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири интайин көп әмәсмиди? Лекин сән пәқәт Пәрвәрдигарға таянғанда, у уларни қолуңға тапшурған еди. \v 9 Чүнки Пәрвәрдигар көңли Маңа тамамән садиқ болғанларға ярдәмдә болуп, Өзүмни қудрәтлик көрситәй дәп, көзлирини пүтүн йәр йүзидә уян-буян жүгүртиду. Сән бу ишта бәк ахмақлиқ қилдиң. Әнди буниңдин кейин урушлардин халас болалмайсән, деди. \v 10 Буни аңлапла Аса алдин көргүчигә интайин ғәзәплинип, уни зинданға солап қойди; униң бу сөзигә қәһри қайнап кәтти. У шу вақитларда хәлиқтин бәзилиригә зулум селишқа башлиған еди. \m \v 11 Мана, Асаниң қилған ишлири баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. \f □ \fr 16:11 \fr*\ft \+bd «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»\+bd* — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.\ft*\f* \v 12 Асаниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида путида бир кесәл пәйда болди; вә кесили барғансери еғирлишип кәтти; лекин у ағриғандиму Пәрвәрдигарни издимиди, бәлки пәқәт тевиплардинла ярдәм издиди. \v 13 Аса сәлтәнитиниң қириқ биринчи жилида өлди, ата-бовилири арисида ухлиди. \v 14 Хәлиқләр уни «Давут шәһири»дә өзигә атап тәйярлитип колиған қәбиргә дәпнә қилди. Улар уни әттарларниң усули билән тәңшәлгән һәртүрлүк дора-дәрмандин болған бир арилашма пүркәлгән җиназиға ятқузди һәмдә униңға атап нурғун хушбуй яндурди.\f □ \fr 16:14 \fr*\ft \+bd «униңға атап нурғун хушбуй яндурди»\+bd* — яки «униң һөрмитидә чоң бир гүлхан яндурди».\ft*\f* \b \b \m \c 17 \s1 Йәһошафат Йәһудаға сәлтәнәт қилиду \m \v 1 Оғли Йәһошафат Асаниң орниға падиша болди; у Исраил падишалиғиға тақабил туруш үчүн өзини күчәйтти. \v 2 У һәрбий күчлирини Йәһуданиң һәммә қорғанлиқ шәһәрлиригә орунлаштурди һәмдә Йәһуда зиминиға вә атиси Аса ишғал қилған Әфраимдики һәр қайси шәһәрләргә мудапиә күчлирини турғузди. \v 3 Пәрвәрдигар Йәһошафат билән биллә болди, чүнки у атиси Давутниң башта жүргүзгән йоллирида меңип Баал бутлирини издимиди, \v 4 бәлки атисиниң Худасинила издәп, Униң әмирлиридә меңип, Исраилларниң қилмишлирини доримиди. \v 5 Шуңа, Пәрвәрдигар униң падишалиқтики һөкүмранлиғини мустәһкәмлиди; пүткүл Йәһудадикиләр униңға салам-соғиларни сунуп турди; шуниң билән униң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди. \v 6 У Пәрвәрдигарниң йоллирида маңғачқа, ғәйрәтлик болди; униң үстигә у Йәһуда зиминидин «жуқури җайлар»ни вә Ашәраһ бутлирини йоқатти. \v 7 Униң сәлтәнитиниң үчинчи жили өзиниң әмәлдарлиридин Бән-Һайил, Обадия, Зәкәрия, Нәтанәл, Микаяларни Йәһуданиң шәһәрлиридә хәлиққә тәлим беришкә әвәтти. \f □ \fr 17:7 \fr*\ft \+bd «Микаялар»\+bd* — яки «Микалар».\ft*\f* \v 8 Улар билән биллә барғанлардин йәнә Шемая, Нәтания, Зәбадия, Асаһәл, Шәмирамот, Йонатан, Адония, Тобия, Тоб-Адония қатарлиқ бир қанчә Лавийлар, шундақла йәнә Әлишама билән Йәһорам дегән икки каһинму бар еди. \v 9 Улар Пәрвәрдигарниң Тәврат қануни китавини алғач берип, Йәһуда зиминидики барлиқ шәһәрләрни арилап жүрүп хәлиқ арисида тәлим берәтти. \m \v 10 Йәһуданиң әтрапидики мәмликәтләрниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қорқунучи басти вә улар Йәһошафат билән уруш қилишқа петиналмайтти. \v 11 Филистийләрдин бәзилири Йәһошафатқа соға-саламлар вә күмүч олпанлирини тапшурди; Әрәбләрму падилиридин униңға йәттә миң йәттә йүз қочқар, йәттә миң йәттә йүз текә соға қилди. \v 12 Йәһошафат барғансери карамәт қудрәт тепип, Йәһудада бир нәччә қорған вә амбар шәһири бена қилди. \v 13 У Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә нурғун маддий әшя записи тәйярлиди; Йерусалимдиму униң зәбәрдәс батур җәңчилири бар еди. \v 14 Җәмәтлири бойичә уларниң сани төвәндикичә: — \m Йәһуда қәбилисидики миңбашлири ичидә Аднаһ сәрдар болуп, батур җәңчиләрдин үч йүз миңға башламчилиқ қилатти; \v 15 Аднаһниң қол астида Йәһоһанан сәрдар болуп, икки йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти; \f □ \fr 17:15 \fr*\ft \+bd «Йәһоһанан»\+bd* — яки «Йоһанан».\ft*\f* \v 16 Йәһоһананниң қол астида Зикриниң оғли Амасия бар еди; у Пәрвәрдигарға өзини ативәткән адәм болуп, икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти. \v 17 Бинямин қәбилиси ичидә Елияда дегән батур бир җәңчи болуп, оқя вә қалқан билән қуралланған икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти; \v 18 Елияданиң қол астида Йәһозабад болуп, җәңгә тәйяр қошундин бир йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти. \v 19 Буларниң һәммиси падишаниң хизмитидә һазир туратти; падишаниң йәнә пүтүн Йәһуда зиминидики қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштурулған адәмлири болса, уларниң сиртида еди.\f □ \fr 17:19 \fr*\ft \+bd «буларниң һәммиси»\+bd* — бәлким 14-18-айәттики йолбашчилар вә 18-айәттики «җәңгә тәйяр туридиғанлар»ни көрситиду.\ft*\f* \b \b \m \c 18 \s1 Йәһошафат Аһаб билән иттипақдаш болиду \r 1Пад. 22:2-36 \m \v 1 Йәһошафатниң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди; у Аһаб билән қудилишип иттипақлашти. \v 2 Бир нәччә жилдин кейин у Аһаб билән көрүшүшкә Самарийәгә барди. Аһаб болса униңға вә униң һәмраһлириға атап нурғун кала, қой сойди; андин у уни Гилеадтики Рамотқа биллә һуҗум қилишқа унатти. \v 3 Исраил падишаси Аһаб Йәһуда падишаси Йәһошафаттин: — Өзлири мениң билән биллә Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп соривиди, у: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур. Мән өзлири билән биллә җәң қилишқа бармай турмаймән, дәп җавап бәрди. \f □ \fr 18:3 \fr*\ft \+bd «Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз»\+bd* — ибраний тилида «Мән өзүм саңа охшаш болимән» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 4 Лекин Йәһошафат Исраилниң падишасиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди. \m \v 5 Шуниң билән Исраилниң падишаси пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүз адәмни жиғдуруп улардин: — Биз җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ?» дәп соривиди, улар: «Чиққин, Худа уни падишаниң қолиға бериду, дейишти.\f □ \fr 18:5 \fr*\ft \+bd «Чиққин, Худа уни падишаниң қолиға бериду»\+bd* — Йәһошафат: «Авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап кәлгәйла» дәйду (4-айәт). Лекин «пәйғәмбәрләр» «Пәрвәрдигар» (ибраний тилида «Йәһвә, Йәһоваһ») дегән намни ишләтмәй, бәлки «Худа» (ибраний тилида «Әлоһим») дәп ишлитиду. Шуңа Йәһошафат «пәйғәмбәрләр»ниң бешарәтлиридин қаттиқ гуман қилған болса керәк. Кейинки айәтләрни көрүң.\ft*\f* \m \v 6 Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа йол сориғидәк, Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқмиду? — дәп сориди. \m \v 7 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки дайим балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди. \m \v 8 Андин Исраилниң падишаси бир чакирини қичқирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди. \m \v 9 Әнди Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти; уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди. \v 10 Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди. \v 11 Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаниң қолиға тапшуридикән», дейишти. \m \v 12 Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаға яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниңки билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди. \m \v 13 Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Худайим маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди. \m \v 14 У падишаниң алдиға кәлгәндә падиша униңдин: — И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисиләр; чүнки \add дүшминиңлар\add* қоллириңларға тапшурулиду, деди. \f □ \fr 18:14 \fr*\ft \+bd «Чиқип мувәппәқийәт қазинисиләр; чүнки дүшминиңлар қоллириңларға тапшурулиду»\+bd* — шүбһисизки, Микая бу сөзни кинайилик, һәҗвий тәләппуз билән ейтиду. Чүнки падиша дәрһал униңдин гуманлинип қалиду (15-айәтни көрүң).\ft*\f* \m \v 15 Лекин падиша униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди. \m \v 16 Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун» деди, — деди. \m \v 17 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди. \m \v 18 Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң Өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм. \v 19 Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти; \v 20 шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай» деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» дәп соривиди, \v 21 у: «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. \m Пәрвәрдигар: «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди. \f □ \fr 18:21 \fr*\ft \+bd «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән»\+bd* — бу айәтләрдин бу роһниң бир ялған сөзләйдиған җин екәнлиги көрүниду. Худаниң Өз Роһи яки пәриштилири һеч қачан ялған сөз қилмайду. Демәк, Худа җин-шәйтанларға Аһаб падишани алдашқа йол қойиду.\ft*\f* \v 22 Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға бир ялғанчи роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди. \m \v 23 Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп саңа сөз қилишқа барди?! — деди. \m \v 24 Микая җавап берип: Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.\f □ \fr 18:24 \fr*\ft \+bd «ичкиридики өйгә жүгүргән күни»\+bd* — яки «өйдин өйгә жүгүргән күни».\ft*\f* \m \v 25 Исраилниң падишаси әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаниң оғли Йоашқа тапшуруп, \v 26 Уларға тапилап: «Падиша мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап, нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дәңлар, дәп буйруди. \m \v 27 Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди. \m \v 28 Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти. \m \v 29 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиқсила, деди. Исраилниң падишаси башқа қияпәт билән җәңгә чиқти. \m \v 30 чүнки шундақ болдики, Сурийәниң падишаси җәң һарвуси сәрдарлириға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаси билән соқушуңлар, дәп буйруди. \m \v 31 Вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаси дәп, униңға олишип һуҗум қилмақчи болди; лекин Йәһошафат пәряд көтәрди, Пәрвәрдигар униңға ярдәм бәрди. Худа уларни униңдин жирақлаштурди; \v 32 чүнки шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаси әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти. \m \v 33 Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишасиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди. \v 34 У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падиша кәчкичә Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Күн петиши билән у өлди. \b \b \m \c 19 \s1 Йәһошафат Худадин агаһ қобул қилиду \m \v 1 Йәһуда падишаси Йәһошафат аман-есән Йерусалимдики ордисиға қайтип кәлди. \v 2 Алдин көргүчи Һананиниң оғли Йәһу падиша Йәһошафатниң алдиға чиқип: — Сениң рәзилләрниң ярдимидә болуп, Пәрвәрдигарға өч болғанларни сөйгиниң дурусму? Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бешиңға чүшидиған болди. \v 3 Һалбуки, сән ашәраһ бутлирини зиминдин йоқитип ташлиғиниң вә Худани издәшкә нийәт қилғиниң үчүн сәндиму яхшилиқ тепилди, деди. \m \v 4 Йәһошафат Йерусалимда олтиратти; кейинки вақитларда у хәлиқ арисиға чиқип, Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә сәпәр қилип, хәлиқни товва қилдуруп ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға яндурди. \f □ \fr 19:4 \fr*\ft \+bd «Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә»\+bd* — Бәәр-Шеба Йәһуда зиминидики әң җәнубий чегара, Әфраим тағлиғи болса шималий чегара еди.\ft*\f* \v 5 У йәнә Йәһуда тәвәсидики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләрдә сорақчиларни тайинлиди; \v 6 у сорақчиларға: — Өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки силәрниң һөкүм чиқиришиңлар инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар үчүндур; силәр һөкүм чиқарғиниңларда у чоқум силәр билән биллә болиду. \v 7 Әнди Пәрвәрдигарниң вәһимиси көз алдиңларда болсун; өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайимизда наһәқлиқ йоқ, йүз-хатир қилиш йоқ, пара йейишму йоқтур, деди. \m \v 8 Йәһошафат Лавийлардин, каһинлардин вә Исраил җәмәтлириниң башлиридин бәзиләрни Йерусалимға қайтуруп келип, уларни Йерусалимдиму Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш вә хәлиқниң әрз-дәвалирини бир тәрәп қилишқа тайинлиди. \f □ \fr 19:8 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш»\+bd* — яки «Пәрвәрдигар үчүн һөкүм чиқириш». Бу тәрҗимә тоғра болса, бәлким ибадәтханидики ишларни (йәни, пухраларға аит болмиған ишларни) көрситиши мүмкин.\ft*\f* \v 9 Йәһошафат уларға: — Силәр бу ишларни Пәрвәрдигарниң қорқунучида болуп садақәтлик билән чин көңлүңлардин беҗириңлар. \v 10 Һәр қайси шәһәрләрдә туридиған қериндашлириңларниң алдиңларға елип кәлгән барлиқ әрз-дәваси, мәйли у хун дәваси болсун, қанун-әмир вә һөкүм-бәлгүлимиләр тоғрисидики әрз-дәва болсун, уларниң Пәрвәрдигар алдида гунакар болуп қалмаслиғи үчүн, шундақла Пәрвәрдигарниң ғәзиви өз бешиңларға вә қериндашлириңларниң бешиға келип қалмаслиғи үчүн, уларни һаман агаһландуруп туруңлар; шундақ қилсаңлар, гунакар болмайсиләр. \v 11 Пәрвәрдигарға тәәллуқ ишларда силәрни баш каһин Амария башқуриду; падишаға даир ишларда, силәрни Йәһуда җәмәтиниң йолбашчиси Исмаилниң оғли Зәбадия башқуриду; силәрниң хизмитиңларда туридиған Лавийлар бар. Җасарәтлик болуп ишлириңларни қилиңлар вә Пәрвәрдигар ишни дурус қилғучилар билән биллә болиду! — деди. \b \b \m \c 20 \s1 әҗайип бир нусрәт \m \v 1 Кейинки вақитларда шундақ болдики, Моабийлар, Аммонийлар вә Маонийлардин бәзилири бирлишип келип Йәһошафатқа һуҗум қилишқа чиқти. \v 2 \add Чапармәнләр\add* келип Йәһошафатқа: — \add Өлүк\add* деңизниң у қетидин, йәни Едомдин силигә һуҗум қилғили зор бир қошун чиқип кәлди; мана, улар Һазазон-Тамарда, деди (Һазазон-Тамар йәнә «Ән-Гәди» дәпму атилиду). \v 3 Буни аңлиған Йәһошафат қорқуп, Пәрвәрдигарни издәшкә нийәт бағлап, пүтүн Йәһуда тәвәсидә «роза тутушимиз керәк» дәп җакалиди. \v 4 Йәһудалар әнди Пәрвәрдигардин ярдәм тилигили жиғилди; хәлиқ Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридин чиқип Пәрвәрдигардин ярдәм тиләшкә келишти. \v 5 Йәһошафат Йәһуда вә Йерусалимдики җамаәт арисиға чиқип, Пәрвәрдигар өйиниң йеңи һойлисиниң алдида өрә туруп \v 6 мундақ дуа қилип: — \m «И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримизниң Худаси, Сән әрштә турғучи Худа, барлиқ әл-мәмликәтләрниң үстидин һөкүм сүргүчи әмәсмидиң? Сениң қолуң күч-қудрәткә толғандур, һеч ким Сени тосалмайду. \v 7 И Худайимиз, Сән бу зиминдики аһалини Өз хәлқиң Исраиллар алдидин қоғлап, уни Өз достуң Ибраһимниң нәслигә мәңгүлүк мирас қилип бәргән әмәсмидиң? \v 8 Улар шу йәрдә турди һәм шу йәрдә Сениң намиңға атап бир муқәддәсхана селип: \v 9 «Мабада бешимизға бирәр балаю-апәт кәлсә, мәйли у қилич, җаза, ваба, ачарчилиқ болсун, қийинчилиқта қалған вақтимизда, мошу өй, йәни Сениң алдиңда туруп, Саңа мураҗиәт қилсақ (чүнки Сениң намиң мошу өйдидур), Сән аңлайсән вә қутқузисән» дегән еди. \m \v 10 Әнди мана, бу йәргә Аммонийлар, Моабийлар вә Сеир теғидикиләр бесип келиватиду! Илгири Исраиллар Мисир зиминидин чиққан чағда Сән Исраилларниң уларға таҗавуз қилишиға йол қоймиған едиң; у чағда Исраиллар уларни йоқатмай у йәрдин айлинип өткән. \v 11 Әнди қара, һазир уларниң яхшилиғимизни қандақ йол билән қайтурмақчи болуватқиниға! Улар бизни Сән бизгә мирас қилип бәргән бу зиминдин қоғлап чиқармақчи болуватиду. \v 12 И Худайимиз, Сән уларниң үстидин һөкүм чиқармамсән? Чүнки бизниң бизгә һуҗум қилишқа келиватқан бу зор қошун билән қаршилашқидәк күчимиз йоқ; немә қилишимизниму билмәй қалдуқ; лекин бизниң көзимиз Саңа тикилип турмақта» — деди. \m \v 13 Бу чағда пүтүн Йәһуда хәлқи, уларниң қучақтики балилири, хотун бала-җақилириниң һәммиси Пәрвәрдигарниң алдида туратти. \v 14 Вә шу пәйттә Пәрвәрдигарниң Роһи җамаәтниң оттурисида турған Лавийлардин Асафниң әвлади болған Маттанияниң чәвриси, Җәийәлниң әвриси, Бенаяниң нәвриси, Зәкәрияниң оғли Яһазийәлгә чүшти; \v 15 У: — И пүтүн Йәһуда хәлқи, силәр Йерусалимда туруватқанлар вә падиша Йәһошафат, қулақ селиңлар! Пәрвәрдигар силәргә мундақ дәйду: — «Силәр бу зор қошундин қорқуп кәтмәңлар вә алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу җәң силәрниңки әмәс, бәлки Худаниң Өзиниңкидур. \v 16 Әтә уларға һуҗум қилишқа чиқиңлар; мана, улар Зиз даванидин чиқип келиду вә силәр уларни Йәруәл чөлиниң алдидики җилға еғизида учритисиләр. \v 17 Силәр бу дөрәм җәңдә урушушуңларниң һаҗити болмайду; пәқәт сәпкә тизилип туруңлар, силәр билән биллә болған Пәрвәрдигарниң ниҗат-нусритини көрүңлар! И Йәһуда, и Йерусалимдикиләр, қорқмаңлар, алақзадиму болуп кәтмәңлар; әтә уларға һуҗум қилишқа чиқиңлар, Пәрвәрдигар чоқум силәр билән биллә болиду!» — деди. \m \v 18 Бу гәпни аңлап Йәһошафат бешини йәргә тәккүзүп тизланди вә барлиқ Йәһуда хәлқи һәм Йерусалимдикиләр Пәрвәрдигар алдида дүм жиқилип Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди. \v 19 Коһат әвлади вә Кораһ әвлади ичидики Лавийлардин болғанлар орунлиридин турушуп интайин күчлүк аваз билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни мәдһийиләшти. \m \v 20 Пүтүн хәлиқ әтиси қақ сәһәрдә туруп Тәкоа чөлигә қарап атланди; улар атлинип кетиватқанда, Йәһошафат орнидин туруп уларға: — И Йәһуда хәлқи, и Йерусалимдикиләр, гепимгә қулақ селиңлар! Худайиңлар Пәрвәрдигарға тайиниңлар, чоқум мәзмут турғузулисиләр; Униң пәйғәмбәрлиригә ишиниңлар, йолуңлар чоқум раван болиду! — деди. \m \v 21 Андин у хәлиқ билән убдан мәслиһәтлишип, Пәрвәрдигарниң муқәддәс бәһәйвәтлигини мәдһийиләп, Униңға атап ғәзәл-күй ейтидиғанларни: «Силәр Пәрвәрдигарға рәхмәт-тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Униң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур!» дәп оқушқа тайинлап, қошунниң алдида маңдурди. \f □ \fr 20:21 \fr*\ft \+bd «муқәддәс бәһәйвәтлигини мәдһийиләп...»\+bd* — яки «пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә мәдһийиләп...». «Зәб.» 28:2ни көрүң. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «шаһанә кийимләрни кийгән...».\ft*\f* \v 22 Улар тәнтәнә қилип һәмдусана оқуши билән, Пәрвәрдигар Йәһуда хәлқигә һуҗум қилишқа чиққан Аммонийлар, Моабийлар вә Сеир теғидикиләргә пистирма қошунни әвәтип, уларни тар мар қилдурди. \f □ \fr 20:22 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар ... пистирма қошунни әвәтти,...»\+bd* — мошу сирлиқ сөзләр (1) Пәрвәрдигар Аммонийлар қатарлиқларға һуҗум қилишқа пәриштиләрни әвәтти; (2) Пәрвәрдигарниң Өзи уларға уштумтут һуҗум қилди, дәп көрситиши мүмкин.\ft*\f* \v 23 Шуниң билән Аммонийлар билән Моабийлар Сеир теғидикиләргә һуҗум қилишқа өтти, уларни бирини қоймай қиривәтти; улар Сеир теғидикиләрни қирип түгәткәндин кейин йәнә өзлири бир-бирини қирғин қилишқа чүшкән еди. \v 24 Йәһудалар чөлдики күзәтгаһқа келип шу зор қошун тәрәпкә қариса, мана қечип қутулған бирму адәм йоқ болуп, һәммә йәрни өлүк қаплап кәткән еди. \f □ \fr 20:24 \fr*\ft \+bd «күзәтгаһ»\+bd* — яки «күзәт мунари».\ft*\f* \v 25 Йәһошафат өзиниң адәмлири билән дүшмәндин олҗа булаң-талаң қилишқа кәлгәндә, улар өлүкләр билән биллә нурғун мал-мүлүк вә көп қиммәтлик буюмларни тапти. Улар салдурувалғанлириниң толилиғидин елип китәлмәй қалди; олҗа шунчә көп болғачқа, уни жиғивелишқа үч күн кәтти. \v 26 Улар төртинчи күни Бәракаһ җилғисиға жиғилип, Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуп мубарәклиди; шуңа у йәр таки бүгүнгә қәдәр «Бәракаһ җилғиси» дәп атилип кәлмәктә. \f □ \fr 20:26 \fr*\ft \+bd «...Бәракаһ җилғисиға жиғилип, Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуп мубарәклиди..»\+bd* — демисәкму, «Бәракаһ» дегәнниң мәнаси «мубарәкләш» яки «бәхит-бәрикәт тиләш» дегән мәнидә.\ft*\f* \v 27 Андин барлиқ Йәһудадикиләр вә Йерусалимдикиләр Йәһошафатниң башламчилиғида хошал-хурам болуп Йерусалимға қайтти; чүнки Пәрвәрдигар уларни дүшмәнлири үстидин ғалип қилип хошаллиққа чөмдүргән еди. \v 28 Улар Йерусалимға тәмбур, чилтар вә канайлар челип келип, Пәрвәрдигарниң өйигә кирди. \v 29 Барлиқ әл-мәмликәтләр Пәрвәрдигарниң Исраилниң дүшмәнлиригә қарши чиқип җәң қилғанлиғини аңлиғанда, Худаниң вәһимиси уларниң үстигә басти. \v 30 Шуниң билән Йәһошафатниң падишалиғи тинич-асайишлиқта болди; униң Худаси униң төрт әтрапини тинич қилған еди. \m \v 31 Шундақ қилип Йәһошафат Йәһуда үстигә һөкүм сүрди. У тәхткә чиққан чағда оттуз бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди. \x + \xo 20:31 \xo*\xt 1Пад. 22:41-51\xt*\x* \v 32 Йәһошафат қаймай атиси Асаниң йолида меңип, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди. \v 33 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; хәлиқ техичә көңүллирини ата-бовилириниң Худасиға майил қилмиған еди. \m \v 34 Йәһошафатниң қалған ишлири болса, мана баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»ға киргүзүлгән «Һананиниң оғли Йәһуниң баян сөзлири»дә пүтүлгәндур.\f □ \fr 20:34 \fr*\ft \+bd «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»\+bd* — бу китап Тәвраттики ушбу «Тарих-Тәзкириләр» әмәс, бирақ шүбһисизки, ушбу китапниң муәллиплири униңдин көп учурларни алған еди.\ft*\f* \m \v 35 Бу ишлардин кейин Йәһуда падишаси Йәһошафат тола рәзил ишларни қилған Исраил падишаси Аһазия билән иттипақ түзди. \v 36 Йәһошафат Таршишқа баридиған кемиләрни ясашқа униң билән ширикләшти; шу кемиләрни улар Әзион-Гәбәрдә ясатти. \v 37 У чағда Марәшаһлиқ Додаваһуниң оғли Әлиезәр Йәһошафатни әйипләп униңға бешарәт берип: — Аһазия билән иттипақ түзгиниң үчүн Пәрвәрдигар сениң ясиғанлириңни бузуветиду» деди. Дәрвәқә, кейинки вақитларда у кемиләр бузғунчилиққа учрап Таршишқа маңалмиди. \b \b \m \c 21 \s1 Йәһорам Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 2Пад. 8:16-24 \m \v 1 Йәһошафат ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давут шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Йәһорам униң орниға падиша болди. \m \v 2 \add Йәһорамниң\add* бир нәччә иниси, йәни Йәһошафатниң Азария, Йәһийәл, Зәкәрия, Азарияһу, Микаил вә Шәфатия дегән оғуллири бар еди; уларниң һәммиси Исраил падишаси Йәһошафатниң оғуллири еди. \f □ \fr 21:2 \fr*\ft \+bd «Азарияһу»\+bd* — яки «Азария».\ft*\f* \v 3 Уларниң атиси уларға нурғун алтун, күмүч вә қиммәтлик буюмларни, шундақла Йәһуда зиминидики бир қанчә қорғанлиқ шәһәрни соға қилди; пәқәт падишалиқни болса, Йәһорам чоң оғли болғачқа, униңға бәрди. \v 4 Йәһорам атисиниң падишалиқ тәхтигә чиқип һоқуқини мустәһкәмлиди. Андин у барлиқ инилирини, шундақла Йәһудадики бир қанчә әмәлдарларни қиличлап қәтл қилди. \m \v 5 Йәһорам тәхткә олтарғинида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди. \v 6 У Аһаб җәмәтидикиләргә охшаш, Исраилниң падишалири маңған йолда маңди, чүнки у Аһабниң қизини әмригә алған еди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. \v 7 Бирақ Пәрвәрдигар Давут билән түзгән әһдиси сәвәплик, Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгү өчмәйдиған бир чирақ қалдурай дәп, вәдә қилғини бойичә Давутниң җәмәтини йоқ қилип ташлашни халимиди. \v 8 \add Йәһорамниң\add* сәлтәнитидики күнләрдә Едомлар Йәһудадин айрилип чиқип, өз алдиға өзлиригә һөкүмранлиқ қилидиған бир падиша тиклиди. \v 9 Йәһорам, сәрдарлири вә барлиқ җәң һарвулири \add Иордан дәриясидин\add* өтүп, кечидә қозғилип чиқип, өзлирини қоршивалған Едомийларға вә җәң һарвуси сәрдарлириға һуҗум қилип ғалип кәлди. \v 10 Һалбуки, Едомийлар шуниңдин етиварән Йәһудаға қарши чиқип, таки бүгүнгә қәдәр Йәһуданиң һөкүмранлиғидин айрилип турди. Йәһорам ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлиғини үчүн Либнаһлиқларму шу чағда униңға қарши чиқип униң қолидин айрилип чиқти. \v 11 Униң үстигә, Йәһорам йәнә Йәһуданиң тағлирида «жуқури җайлар»ни яситип, Йерусалимда туруватқанларни бузуқчилиққа путлаштурди, Йәһудаларниму шундақ аздурди.\f □ \fr 21:11 \fr*\ft \+bd «бузуқчилиққа путлаштурди...»\+bd* — мошу айәттики «бузуқчилиқ» роһий җәһәттин ейтилиду, демәк Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилип бутларға чоқунуп кәткәнликни көрситиду. Шундақтиму, шу чағдики бутпәрәсликниң җисманий җәһәттинму бузуқчилиқ вә паһишивазлиқ билән зич мунасивити бар еди.\ft*\f* \m \v 12 Шу вақитларда Илияс пәйғәмбәр тәрипидин йезилған бир мәктуп Йәһорамға тәгди, униңда мундақ дейилди: «Сениң боваң Давутниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Сән атаң Йәһошафатниң йоллирида маңмай, шуниңдәк Йәһуда падишаси Асаниңму йоллирини тутмай, \f □ \fr 21:12 \fr*\ft \+bd «... Илияс пәйғәмбәр тәрипидин йезилған бир мәктуп Йәһорамға тәгди»\+bd* — бу мәктуп Йәһорамниң қолиға йетип кәлгән вақитта, Илияс бәлким асманға көтирилгән болуши мүмкин.\ft*\f* \v 13 бәлки Исраил падишалириниң йоллирида меңип, Йәһудаларни вә Йерусалимда туруватқанларни худди Аһаб җәмәтидикиләр бузуқчилиқлар қилғандәк бузуқчилиқларға путлаштурғанлиғиң үчүн, шундақла атаңниң җәмәтидикиләрни, йәни өзүңдин яхши болған инилириңни қәтл қилғиниң үчүн, \v 14 Пәрвәрдигар сениң хәлқиңни, хотун бала-җақилириңни вә барлиқ мал-мүлкүңгә аламәт зор зәрб билән уриду. \v 15 У сениму еғир вабалар билән уруп, үчәй-бағриңни еғир кесәлгә муптила қилидуки, кесилиң күндин күнгә еғирлишип, үчәйлириң еқип чиқиду»» дейилгән еди. \m \v 16 Кейинки вақитларда Пәрвәрдигар Филистийләрниң вә Ефиопийләрниң йенидики Әрәбләрниң роһини Йәһорамға қарши қозғатти. \v 17 Шуниң билән улар Йәһуда зиминиға зәрб қилип бесип өтти вә падиша ордисидики барлиқ мал-мүлүкни булаң-талаң қилип, оғуллири билән хотунлирини тутқун қилип елип кәтти; улар кәнҗи оғли Йәһоаһаздин бөләк оғуллиридин бириниму қалдурмиди. \v 18 Бу вақиәдин кейин Пәрвәрдигар Йәһорамни уруп, үчәйлирини сақаймас еғир кесәлгә гириптар қилди. \v 19 Вә шундақ болдики, униң кесили күндин-күнгә еғирлишип, икки жил вақит өтүшкә аз қалғанда, кесәллик түпәйлидин үчәйлири тешилип чүшти, у толиму азаплинип өлди; униң хәлқи ата-бовилирини иззәтләп уларға хушбуй яққандәк, униңға һеч қандақ хушбуй йеқип олтармиди. \v 20 Йәһорам тәхткә чиққан чеғида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди вә у дуниядин кәткәндә һеч ким униңға қайғу-һәсрәт чәкмиди. Халайиқ уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди, лекин падишалар қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. \b \b \m \c 22 \s1 Аһазия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 2Пад. 8:25-29; 9:27-29 \m \v 1 Йерусалимда турувтқанлар Йәһорамниң кәнҗи оғли Аһазияни униң орниға падиша қилип тиклиди; чүнки Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар Аһазияниң акилирини қоймай өлтүрүвәткән еди. Шуниң билән Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия сәлтәнәт қилди. \f □ \fr 22:1 \fr*\ft \+bd «Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар...»\+bd* — мошу айәттики «баргаһ» бәлким Йәһудадикиләр Әрәбләр билән қаршилишқа тәйярлиниш үчүн далада тиккән һәрбий баргаһни көрситиду. Бәзи тәрҗиманлар «шәһәр» дәп тәрҗимә қилиду.\ft*\f* \v 2 Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия болуп, Омриниң \add нәврә\add* қизи еди. \f □ \fr 22:2 \fr*\ft \+bd «Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди»\+bd* — көп кона көчүрмиләрдә «...қириқ икки яшта еди» дейилиду. Бу қетим бәзи қедимки көчүрмиләр вә тәрҗимә нусқисиға вә «2Пад.» 8:26гә асасән «жигирмә икки яш» дәп тәрҗимә қилдуқ.\ft*\f* \v 3 Аһазияму Аһаб җәмәтиниң йоллириға маңди; чүнки униң аниси уни рәзилликкә үндәйтти. \v 4 У Аһаб җәмәти қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки униң атиси өлгәндин кейин Аһаб җәмәтидикиләр уни һалакәткә елип баридиған рәзил несиһәтләрни берәтти. \v 5 У уларниң нәсиһитигә әгишип, Исраил падишаси Аһабниң оғли Йәһорам билән бирликтә Гилеадтики Рамотқа берип Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушти; шу чағда Сурийләр Йәһорамни зәхимләндүрди. \v 6 Андин Йәһорам Рамаһда Сурийә падишаси билән соқушқан чағдики җараһәтлирини давалитиш үчүн Йизрәәлгә қайтти. Андин Йәһорамниң оғли Йәһуда падишаси Азария Аһабниң оғли Йәһорамниң кесәл болуп қалғанлиғи сәвәвидин уни йоқлиғили Йизрәәлгә барди. \v 7 Һалбуки, Аһазияниң Йәһорамни йоқлиғили барғини дәл өзини һалакәткә елип баридиған, Худа бекиткән иш еди. Чүнки у барғандин кейин Йәһорам билән бирликтә Нимшиниң оғли Йәһуға қарши соқушушқа чиқти. Мошу Йәһу әслидә Пәрвәрдигар тәрипидин Аһабниң җәмәтини йоқитиш үчүн мәсиһ қилинған еди. \v 8 Вә шундақ болдики, Йәһу Худа бекиткән һөкүмни Аһаб җәмәтиниң үстигә жүргүзгән вақтида, у Йәһудадики әмәлдарларни вә Аһазияниң хизмитидә болған қериндашлириниң оғуллирини учритип, уларни қоймай өлтүрүвәтти. \v 9 Йәһу Аһазияниму издиди; кишиләр уни тутувалди (у Самарийәгә йошурунувалған еди). Улар уни Йәһуниң алдиға апирип өлтүрди. Улар уни дәпнә қилди, чүнки кишиләр: «Бу дегән Пәрвәрдигарни чин көңлидин издигән Йәһошафатниң нәврисидур» дегән еди. Аһазияниң җәмәтидә падишалиқни қолиға алғидәк бирәр адәм қалмиди. \b \m \s1 Ханиш Аталия Йәһуда үстидин һөкүм сүриду \r 2Пад. 11:1-3 \m \v 10 Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, Йәһуда җәмәтидики барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди. \v 11 Лекин падишаниң қизи Йәһошебият өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Шундақ қилип падиша Йәһорамниң қизи, (йәни Аһазияниң сиңлиси), \add баш\add* каһин Йәһуяданиң хотуни Йәһошебият Йоашни Аталия өлтүрүвәтмисун дәп Аталиядин йошуруп қойди. \f □ \fr 22:11 \fr*\ft \+bd «Йәһошебият»\+bd* — яки «Йәһошеба».\ft*\f* \v 12 Андин кейин Йоаш улар билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жил йошурунуп турди; у чағда Аталия Йәһуда зиминида сәлтәнәт қилатти. \b \b \m \c 23 \m \v 1 Йәттинчи жили, Йәһояда җасарәткә келип, Йәроһамниң оғли Азария, Йәһоһананниң оғли Исмаил, Обәдниң оғли Азария, Адаяниң оғли Маасеяһ вә Зикриниң оғли Әлишафат қатарлиқ бир қанчә йүз бешини чақирип улар билән әһдә түзди. \f □ \fr 23:1 \fr*\ft \+bd «Йәһояда җасарәткә келип...»\+bd* — яки «Йәһояда өзини күчләндүрүп...»\ft*\f* \x + \xo 23:1 \xo*\xt 2Пад. 11:4-20\xt*\x* \v 2 Улар Йәһуда зиминини арилап, Йәһудадики һәр қайси шәһәрләрдин Лавийларни вә Исраилдики чоң йолбашчиларни жиғди; улар Йерусалимға келишти. \v 3 Пүткүл җамаәт Худаниң өйидә падиша билән әһдиләшти. Йәһояда уларға: — Падишаһниң оғли Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлири тоғрилиқ вәдә қилғинидәк чоқум сәлтәнәт қилиду. \v 4 Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән каһинлар билән Лавийларниң үчтин бири һәр қайси дәрвазиларни муһапизәт қилсун; \v 5 үчтин бири падиша ордисини, үчтин бири «Һул дәрвазиси»ни муһапизәт қилсун; башқиларниң һәммиси Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида болсун. \v 6 Лекин каһинлар һәм вәзипә өтәйдиған Лавийлардин бөләк һеч кимни Пәрвәрдигарниң өйигә киргүзмисун (каһин-лавийлар пак-муқәддәс дәп һесапланғачқа киришигә болиду). Башқа хәлиқниң һәр бири Пәрвәрдигар өзигә бекиткән җайларни күзәт қилсун. \v 7 Лавийларниң һәр бири қолиға қураллирини елип падишани орап турсун; өз мәйличә муқәддәс өйгә киришкә урунған һәр ким өлтүрүлсун; силәр падиша кирип-чиқип жүргинидә униң йенидин айрилмаңлар, — деди.\x + \xo 23:7 \xo*\xt Вәһ. 14:1, 4, 5\xt*\x* \m \v 8 Лавийлар билән Йәһудаларниң һәммиси каһин Йәһояданиң барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти. Лавийларниң һәр бири шабат күни нөвәтчиликкә киргән вә нөвәтчиликтин чүшкәнләрни өз йенида қалдуруп қалди; чүнки каһин Йәһояда һеч кимни нөвәтчиликтин чүшүшкә қоймиди. \v 9 Андин Йәһояда каһин Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқан-сипарлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди. \v 10 У йәнә көпчиликни, һәр бири қолиға өз нәйзисини тутқан һалда, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә, қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турғузди. \v 11 Андин улар шаһзадини елип чиқип, униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, уни падиша қилди; Йәһояда вә униң оғуллири \add хушбуй май билән\add* уни мәсиһ қилди вә «Падиша яшисун!» дәп товлашти. \m \v 12 Аталия хәлиқләрниң чепишип жүргәнлигини вә падишани тәрипләватқанлиғини аңлап, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди. \v 13 У қариса, мана падиша өйниң дәрвазисида, түврүкниң йенида туратти; падишаниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди, барлиқ жутниң хәлқи шатлинип канай челишатти, нәғмичиләр һәр хил сазларни челип, җамаәтни башлап мәдһийә оқутувататти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди. \m \v 14 Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларни чақиртип уларға: — Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — Уни Пәрвәрдигарниң өйи ичидә өлтүрмәңлар, дәп ейтқан еди. \m \v 15 Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; у ординиң «Ат дәрвазиси» билән падишаниң ордисиға киргәндә \add ләшкәрләр\add* уни шу йәрдә өлтүрди.\f □ \fr 23:15 \fr*\ft \+bd «...униңға йол бошитип бәрди»\+bd* — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «уни қолға алди».\ft*\f* \m \v 16 Йәһояда, пүткүл җамаәт вә падиша бирликтә: «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дегән бир әһдини түзүшти. \v 17 Андин барлиқ хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди. \m \v 18 Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ мәсъулийәтләрни Лавий қәбилисиниң каһинлириниң қолиға тапшурди. Каһинларни болса, әслидә Пәрвәрдигарниң өй ишлириға нөвәт билән қарашқа, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа Давут тайинлиған еди. Улар қурбанлиқларни Давутниң көрсәтмилири бойичә, хошал-хурамлиқ ичидә нәғмә-нава оқуған һалда Мусаға тапшурулған Тәврат-қанунида пүтүлгинидәк сунушқа мәсъул еди. \v 19 \add Йәһояда\add* йәнә Пәрвәрдигар өйиниң һәр қайси дәрвазилириға дәрвазивәнләрни тайинлидики, һәр қандақ ишлардин напак қилинған адәмләр киргүзүлмәйтти. \v 20 У йәнә йүз бешилири, ақсүнәкләр, хәлиқ ичидики йолбашчилар вә жутниң һәммә хәлқини башлап келип, падишани Пәрвәрдигар өйидин елип чүшүп, «Жуқириқи дәрваза» арқилиқ ордиға әкирип, падишалиқ тәхтигә олтарғузди. \m \v 21 Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди. \b \b \m \c 24 \s1 Йоаш — йәни Йәһоаш — Йәһудаға сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 12:1-22 \m \v 1 Йоаш тәхткә чиққан чеғида йәттә яшта еди, у Йерусалимда қириқ жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибияһ болуп, Бәәр-Шебалиқ еди. \f □ \fr 24:1 \fr*\ft \+bd «Йоаш»\+bd* — «Йәһоаш»ниң башқа шәкли.\ft*\f* \v 2 Йәһояда каһин һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. \f □ \fr 24:2 \fr*\ft \+bd «Йәһояда ... һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти»\+bd* — бу сөзгә қариғанда, Йоаш Йәһояда өлгәндин кейин Пәрвәрдигарниң йолидин чиқип кәтти; вә дәрвәқә шундақ болди («2Тар.» 24:17-27ни көрүң).\ft*\f* \v 3 Йәһояда униңға икки хотун елип бәрди, у бир қанчә оғул-қиз пәрзәнт көрди. \m \v 4 Шуниңдин кейин Йоаш Пәрвәрдигарниң өйини қайта яситиш нийитигә кәлди, \v 5 у каһинларни вә Лавийларни жиғип уларға: — Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн Йәһуда шәһәрлиригә берип, барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар; бу ишни тездин беҗириңлар! — деди. Лекин Лавийлар бу ишни беҗиришкә анчә алдирап кәтмиди. \f □ \fr 24:5 \fr*\ft \+bd «Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн ...., барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар»\+bd* — яки «Һәр жили Худайиңларниң өйини оңлитиш үчүн... барлиқ Исраиллардин сәдиқә топлаңлар».\ft*\f* \v 6 Буни уққан падиша баш каһин Йәһоядани чақиртип униңға: — Өзлири немишкә Лавийларға Пәрвәрдигарниң қули Муса Исраил җамаитигә Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗни Йәһуда вә Йерусалимдин елип келишкә буйрумидила? — деди \f □ \fr 24:6 \fr*\ft \+bd «Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир»\+bd* — яки «һөкүм-гувалиқ чедири» — «ибадәт чедири»ниң башқа бир аталғуси. \+bd «Пәрвәрдигарниң қули Муса ... Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗ...»\+bd* — Мусаниң бу буйруғи тоғрилиқ «Мис.» 30:11-16ни көрүң.\ft*\f* \v 7 (чүнки әслидә рәзил хотун Аталия вә униң оғуллири Худаниң өйигә бөсүп кирип, Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ муқәддәс буюмларни елип Баал бутлириға атап тәқдим қиливәткән еди). \m \v 8 Шуниң билән падиша буйруқ чүшүрүп, бир сандуқ яситип Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазисиниң сиртиға қойғузди; \v 9 андин: «Худаниң қули Муса чөлдә Исраилларниң үстигә бекиткән баҗни жиғип әкилип Пәрвәрдигарға тапшуруңлар» дегән бир уқтуруш Йәһуда билән Йерусалим тәвәсидә чиқирилди. \v 10 Барлиқ әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ хошал һалда баҗни әкилип сандуқ толғичә униңға ташлиди. \v 11 Лавийлар пул сандуғини падиша бу ишқа мәсъул қилған кишиниң алдиға әкәлгәндә, улар баҗ пулиниң көп чүшкәнлигини көрсә, андин падишаниң кативи билән Баш каһинниң адими келип пул сандуғини өңтүрүп қуруқдиғандин кейин, йәнә әсли орниға апирип қоятти. һәр күни шундақ болуп турди; наһайити көп пул жиғилди. \v 12 Падиша билән Йәһояда пулни Пәрвәрдигар өйидики иш беҗиргүчиләргә тапшурди; улар \add буниң билән\add* Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн ташчилар билән яғаччиларни, төмүрчиләр билән мискәрләрни яллиди. \v 13 Ишләмчиләр тохтимай ишлиди, оңшаш иши уларниң қолида оңушлуқ елип берилди; шундақ қилип улар Пәрвәрдигарниң өйини әслидики өлчәм-лаһийәси бойичә ясиди, шундақла уни толиму пухта қилип ясап чиқти. \v 14 Улар ишни пүттүргәндин кейин ешип қалған пулни падиша билән Йәһояданиң алдиға әкилип тапшурди. Улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн һәр хил әсвап-буюмларни, җүмлидин ибадәт хизмитидики һәр хил буюмлар, көйдүрмә қурбанлиқларға мунасивәтлик қача-қуча, қазан-тәхсиләр вә һәр хил алтун-күмүч башқа буюмларни ясатти. Йәһояданиң барлиқ күнлиридә, улар Пәрвәрдигарниң өйидә көйдүрмә қурбанлиқни дайим сунуп турди. \m \v 15 Йәһояда қерип, яшайдиған йеши тошуп өлди; у өлгән чағда бир йүз оттуз яшта еди. \v 16 Улар уни «Давут шәһири»дә падишалар қатарида дәпнә қилди, чүнки у Исраилға һәм Худаға вә униң өйигә нисбәтән наһайити чоң төһпә көрсәткән еди. \v 17 Йәһояда өлгәндин кейин Йәһудадики йолбашчилар падишаниң алдиға келип униңға баш урди; падиша улар көрсәткән мәслиһәтни мақул көрди. \v 18 Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидин ваз кечип, Ашәраһ вә бутларниң қуллуғиға киришти. Уларниң бу гунайи сәвәплик Худаниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң бешиға кәлди. \v 19 Шундақ болсиму, Пәрвәрдигар уларни Өзигә яндуруш үчүн йәнила уларниң арисиға пәйғәмбәрләрни әвәтти; бу пәйғәмбәрләр гәрчә уларни агаһландурған болсиму, лекин улар йәнила қулақ салмиди. \v 20 У чағда Худаниң Роһи баш каһин Йәһояданиң оғли Зәкәрияға чүшти, у хәлиқниң алдида өрә туруп уларға: — Худа мундақ дәйду: «Силәр немишкә Пәрвәрдигарниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? Силәр һеч раваҗлиқ көрмәйсиләр, чүнки силәр Пәрвәрдигардин ваз кәчтиңлар вә Уму силәрдин ваз кәчти», — деди. \m \v 21 Халайиқ \add Зәкәрияни\add* өлтүрүшкә қәстлиди; ахир улар уни падишаниң әмри бойичә Пәрвәрдигар өйиниң һойлисида чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти. \v 22 Падиша Йоаш Зәкәрияниң атиси Йәһояданиң өзигә көрсәткән шәпқитини яд әтмәк түгүл, әксичә униң оғлини өлтүрүвәтти. Зәкәрия җан үзүш алдида: — Пәрвәрдигар бу ишни нәзиригә елип, униң һесавини алсун! — деди. \m \v 23 Шу жилниң ахирида Сурийәниң қошуни Йоашқа һуҗум қилип кәлди; улар Йәһудаға вә Йерусалимға таҗавуз қилип кирип, хәлиқ ичидики йолбашчиларни өлтүрүп, улардин алған пүтүн уруш ғәниймәтлирини Дәмәшқ падишасиниң алдиға елип барди. \v 24 Дәрвәқә Сурийә қошунидин пәқәт аз бир қисим әскәрләр кәлгән болсиму, лекин Йәһудалар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкәнлиги үчүн Пәрвәрдигар чоң бир қошунни уларниң қолиға тапшурди; улар Йоашқа җаза иҗра қилди. \v 25 Сурийләр Йоашни ташлап кәткән чағда (чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди) униң өз хизмәткарлири баш каһин Йәһояданиң оғлиниң қени үчүн интиқам елиш керәк дәп уни қәстлиди; улар уни карвитидила өлтүрүвәтти. У шу йол билән өлди; кишиләр уни Давут шәһиридә дәпнә қилғини билән, бирақ падишаларниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. \f □ \fr 24:25 \fr*\ft \+bd «чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди»\+bd* — яки «чүнки еғир кесәлгә чүшкән еди». Бәзи тәрҗиманлар «чүнки у еғир яриланди» дәп тәрҗимә қилғини билән, ибраний тексттә еғир бир кесәл көрситилиду. \+bd «каһин Йәһояданиң оғлиниң қени»\+bd* — яки «каһин Йәһояданиң оғуллириниң қени».\ft*\f* \v 26 Уни қәстлигәнләр мунулар: — Аммоний аял Шимиятниң оғли Забад билән Моабий аял Симритниң оғли Йәһозабад еди. \m \v 27 Йоашниң оғуллири, униңға қаритилған қаттиқ вә нурғун агаһ бешарәтләр, шундақла униң Худаниң өйини йеңибаштин селишқа даир ишлири «падишаларниң тәзкирилири» дегән китапниң изаһлириға пүтүлгәндур. Йоашниң оғли Амазия униң орниға падиша болди.\f □ \fr 24:27 \fr*\ft \+bd «падишаларниң тәзкирилири»\+bd* — Тәвраттики «падишалар» дегән китап әмәс. Чүнки тилға елинған тәпсилатлар шу китапта тепилмайду.\ft*\f* \b \b \m \c 25 \s1 Амазия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 2Пад. 14:1-22 \m \v 1 Амазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәһоаддан болуп, Йерусалимлиқ еди. \v 2 Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болған ишларни қилди, лекин пүтүн көңли билән қилмиди. \v 3 Вә шундақ болдики, у падишалиғини мустәһкәмливалғандин кейин падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди. \v 4 Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Нә атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду нә оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргичиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди. \m \v 5 Амазия Йәһудаларни жиғип, җәмәтлиригә қарап пүтүн Йәһудаларни вә Биняминларни миң беши вә йүз бешилар астиға бекитти; у улардин жигирмә яштин ашқанларниң санини еливиди, җәңгә чиқалайдиған, қолиға нәйзә вә қалқан алалайдиған хил ләшкәрдин үч йүз миң адәм чиқти. \v 6 У йәнә бир йүз талант күмүч сәрп қилип Исраилдин йүз миң батур җәңчи ялливалди.\f □ \fr 25:6 \fr*\ft \+bd «бир йүз талант күмүч»\+bd* — 100 талант күмүч бәлким 3400 килограм күмүч болуши мүмкин.\ft*\f* \m \v 7 Лекин Худаниң бир адими униң алдиға келип: — И падишасим, Исраил қошунини өзлири билән биллә барғузмиғайла; чүнки Пәрвәрдигар Исраиллар яки Әфраимийларниң һеч қайсиси билән биллә әмәс. \v 8 Һәтта сили чоқум шундақ қилимән, батуранә күрәш қилимән десилиму, Худа өзлирини дүшмән алдида жиқитиду, чүнки Худа инсанға ярдәм беришкиму қадирдур, инсанни жиқитишқиму қадирдур, деди. \m \v 9 Амазия Худаниң адимигә: — Әмисә мән Исраилниң ялланма қошуниға бәргән йүз талант күмүчни қандақ қилсам болиду? — дәп соривиди, Худаниң адими униңға: — Пәрвәрдигар өзлиригә буниңдинму зиядә көп беришкә қадирдур, дәп җавап бәрди. \b \m \v 10 Шуниң билән Амазия Әфраимдин өзигә кәлтүрүлгән ялланма қошунни айрип чиқип, өйлиригә қайтурувәтти; шу сәвәптин улар Йәһудаларға бәк ғәзәплинип, қаттиқ қәһр ичидә өйлиригә қайтип кетишти. \v 11 Амазия җасаритини урғутуп, өзиниң хәлқини башлап «Шор вадиси»ға берип Сеирлардин он миң адәмни йоқатти. \f □ \fr 25:11 \fr*\ft \+bd «Амазия җасаритини урғутуп...»\+bd* — яки «Амазия өзини күчәйтип,...». \+bd «Сеир»\+bd* — Едомниң иккинчи исми.\ft*\f* \v 12 Йәһудалар йәнә он миң адәмни тирик тутувелип, тик ярниң левиға апирип, ярдин иштиривиди, уларниң һәммиси парә-парә қилинип ташланди. \v 13 Һалбуки, Амазия өзи билән биллә җәң қилишқа рухсәт қилмай қайтурувәткән ялланма әскәрләр Самарийәдин Бәйт-Һорунғичә болған Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә һуҗум қилип кирип үч миң адәмни қирип ташлиди һәм нурғун мал-мүлүкни булап кәтти. \m \v 14 Лекин шундақ болдики, Амазия Едомийларни мәғлуп қилип қайтип кәлгән чағда у Сеирларниң бутлириниму елип келип, уларни өзи үчүн мәбуд қилип, уларға баш урди вә уларға хушбуй яқти. \f □ \fr 25:14 \fr*\ft \+bd «... уларға хушбуй яқти»\+bd* — яки «... уларға қурбанлиқларни көйдүрди».\ft*\f* \v 15 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Амазияға қозғалди, У униң алдиға бир пәйғәмбәрни әвәтти. Пәйғәмбәр униңға: — Өз хәлқини сениң қолуңдин қутқузалмиған бу хәлиқниң илаһлирини зади немә дәп издәйсән? — деди. \v 16 Вә шундақ болдики, у падишаға техи сөз қиливатқанда, падиша униңға: — Биз сени падишаниң мәслиһәтчиси қилип тиклигәнму? Қой, бу гепиңни! Өлгүң кәлдиму немә? — деди. Шуниң билән пәйғәмбәр гәптин тохтиди-дә, йәнә: — Бу ишни қилғиниң һәм нәсиһитимгә қулақ салмиғиниң үчүн Пәрвәрдигар сени йоқитишни қарар қилди, дәп билимән, — деди. \m \v 17 Шуниңдин кейин Амазия мәслиһәтлишип, Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, \add җәң мәйданида\add* йүз туранә көрүшәйли» деди. \m \v 18 Исраилниң падишаси Йоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: «Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин!» — деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти. \m \v 19 Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип яйрап кәттиң. Әнди өйүңдә қалғиниң яхши; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».\f □ \fr 25:19 \fr*\ft \+bd «Сән дәрвәқә ... яйрап кәттиң. ... немишкә ... өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?»\+bd* — Йәһоаш ейтқан тәмсилниң умумий мәнаси: «Сән пәқәт бир тикәндурсән, өзүм кедирдәк улуқ адәммән, өзүңгә унчивала ишинип кәтмә. Сениң улуқ планиң һәртүрлүк тәсадипийлиқтин мәғлуп болуши мүмкин» дегәндәк. Гәрчә Йәһоаш падишани «бутпәрәс капир» дәп һесаплиғили болсиму, мошу йәрдә униң несиһәти тоғра еди.\ft*\f* \m \v 20 Амма Амазия қулақ салмиди. Бу иш Худадин кәлди; чүнки улар Едомниң илаһлирини издигән еди, Худа уларни \add Йоашниң\add* қолиға чүшсун дәп әнә шундақ орунлаштурған еди. \v 21 Шуниң билән Исраил падишаси Йоаш җәңгә атлинип чиқти; икки тәрәп, йәни у Йәһуда падишаси Амазия билән Бәйт-Шәмәштә, җәң мәйданида йүз туранә учрашти. \v 22 Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти. \m \v 23 Исраил падишаси Йоаш Бәйт-Шәмәштә Йәһоаһазниң нәвриси, Йоашниң оғли Йәһуда падишаси Амазияни әсир қилип Йерусалимға елип барди; вә у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.\f □ \fr 25:23 \fr*\ft \+bd «Йәһоаһаз»\+bd* — «Аһазия»ниң башқичә ипадилиниши. Бу Йәһоаһаз (Аһазия) Йәһуда падишаси, 25-айәттики «Йәһоаһаз» әмәс. \+bd «төрт йүз гәзлик бир бөлиги..»\+bd* — Тәвратта «гәз» (яки «җәйнәк») қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған узунлуғи, йәни 0.454 метр узунлуқ еди.\ft*\f* \m \v 24 У Худаниң өйидә, Обәд-Едом мәсъул болуп сақлаватқан вә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти. \v 25 Исраил падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоаш өлгәндин кейин, Йоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди.\f □ \fr 25:25 \fr*\ft \+bd «Исраил падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоаш өлгәндин кейин, ... Амазия он бәш жил өмүр көрди»\+bd* — 23-айәттики изаһатни көрүң.\ft*\f* \m \v 26 Амазияниң қалған әмәллири болса, мана уларниң һәммиси баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгән әмәсмиди?\f □ \fr 25:26 \fr*\ft \+bd «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»\+bd* — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.\ft*\f* \m \v 27 Амазия Пәрвәрдигардин ваз кәчкәндин башлапла Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди; шуниң билән у Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип, у йәрдә уни өлтүрди. \m \v 28 Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Йәһуданиң шәһири»дә дәпнә қилинди. \f □ \fr 25:28 \fr*\ft \+bd «Йәһуданиң шәһири»\+bd* — бәлким «Давутниң шәһири»ни көрситиду. «2Пад.» 14:20ни көрүң.\ft*\f* \b \b \m \c 26 \s1 Уззия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 2Пад. 15:1-7 \m \v 1 Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киркән оғли Уззияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди \f □ \fr 26:1 \fr*\ft \+bd «Уззия»\+bd* — башқа шәкли «Аһазия». «2Пад.» 14:21ни көрүң.\ft*\f* \v 2 (падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди).\f □ \fr 26:2 \fr*\ft \+bd «падиша ... Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди»\+bd* — яки «атиси өз ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин Уззия Елат шәһирини ясап Йәһудаға йәнә тәвә қилди».\ft*\f* \m \v 3 Уззия тәхткә чиққан чеғида он алтә яш еди; у Йерусалимда җәмий әллик икки жил падишалиқ қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, Йерусалимлиқ еди. \v 4 У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди. \m \v 5 Худа бәргән аламәт көрүнүшләр билән йорутулған Зәкәрия Уззияға тәлим бәргәчкә, у һаят вақтида Уззия Худани издиди; вә у Пәрвәрдигарни издигән күнләрдә Худа униң ишлирини раван қилди. \v 6 У чиқип Филистийләргә һуҗум қилди вә Гатниң сепилини, Җабнәһниң сепилини вә Ашдодниң сепилини чақтурувәтти. Йәнә Ашдод әтрапида, шундақла Филистийләр арисида бир нәччә шәһәр бәрпа қилди. \v 7 Худа униң Филистийләр вә Гур-баалда туруватқан Әрәбләр билән Маонларға қарши урушиға ярдәм бәрди. \v 8 Аммонийлар Уззияға олпан төлиди; Уззия толиму қудрәтлик болуп, нам-шөһрити таки Мисирниң чегарисиғичә тарқалди. \v 9 Уззия Йерусалимдики «Буҗәк дәрвазиси»да, «Җилға дәрвазиси»да вә сепилниң қайрилидиған йеридә мунарлар салди вә уларни әҗайип мустәһкәм қилди. \v 10 У йәнә чөлләрдә бир мунчә күзәт мунарлирини салғузди вә көп қудуқларни колатти; чүнки униң Шәфәлаһ түзләңлигидә вә егизликтә нурғун чарвиси бар еди; у йәнә териқчилиққа амрақ болғачқа, тағларда вә етиз-бағларда \add нурғун\add* бағвәнләрни вә үзүмчиләрни яллап ишләтти.\f □ \fr 26:10 \fr*\ft \+bd «етиз-бағларда...»\+bd* — яки «Кармәлдә...». Амма Кармәл шималий падишалиқта.\ft*\f* \m \v 11 Уззияниң йәнә урушқа маһир қошуни бар еди. Қошун катип Җәийәл вә әмәлдар Маасеяһ ениқлиған санға асасән қисим-қисимлар бойичә бөлүнүп, падишаниң сәрдарлиридин бири болған Һананияниң йетәкчилиги астида сәп болуп җәңгә чиқатти. \v 12 Бу батур җәңчиләр ичидики һәр қайси җәмәт башлири җәмий икки миң алтә йүз киши еди. \v 13 Уларниң йетәкчилиги астидики қошун җәмий үч йүз йәтмиш йәттә миң бәш йүз болуп, һәммиси ишта қабил, җәңдә маһир еди, улар падишаға ярдәмлишип дүшмәнгә һуҗум қилалайтти. \v 14 Уззия пүткүл қошунидики ләшкәрлирини қалқан, нәйзә, добулға, савут, оқя вә салғилар биләнму қуралландурған еди. \v 15 У йәнә Йерусалимда устилар иҗад қилған оқ беши вә йоған ташларни атқучи үскүниләрни яситип, уларни сепил мунарлириға вә бүҗәклиригә орунлаштурған еди. Униң нам-шөһрити жирақ-жирақларға кәткән еди, чүнки у аламәт ярдәмләргә еришкәчкә, карамәт қудрәт тапқан еди. \m \v 16 Лекин у күчәйгәндин кейин, мәғрурлинип кәтти вә бу иш уни һалакәткә елип барди. У Худаси Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилип, хушбуйгаһ үстидә хушбуй яқимән дәп Пәрвәрдигарниң өйигә кирди. \v 17 Каһин Азария билән Пәрвәрдигарниң башқа каһинлиридин сәксән әзимәт униң арқидин кирди; \v 18 Улар падиша Уззияни тосуп: — И Уззия, Пәрвәрдигарға хушбуй йеқиш саңа тәвә иш әмәс, бәлки хушбуй йеқишқа муқәддәс хизмәткә аталған каһинлар болған, Һарунниң әвлатлириға мәнсуптур; муқәддәсханидин чиққин, чүнки итаәтсизлик қилип қойдуң; сән Худа Пәрвәрдигардин иззәт тапалмайдиған болуп қалисән, деди. \m \v 19 Уззия қаттиқ ғәзәпләнди; у хушбуй яққили турған һаләттә, қолида бир хушбуйданни тутуп туратти; у Пәрвәрдигарниң өйидики хушбуйгаһниң йенида туруп каһинларға ғәзәплиниватқан чағда, каһинларниң алдидила униң пишанисиға мохо өрләп чиқти. \v 20 Баш каһин Азария билән башқа каһинлар қариса, мана, бирдинла униң пишанисиға мохо өрләп чиққан еди; улар дәрһал уни чиқириветишкә иттәрди; у өзиму чиқип кетишкә алдириди, чүнки Пәрвәрдигар уни урған еди. \v 21 Падиша Уззияни таки өлгичә мохо кесили чирмивалди; у мохо кесили болғачқа, айрим бир өйдә турди; шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди. Униң оғли Йотам ординиң ишлирини башқуруп, жут сориди. \f □ \fr 26:21 \fr*\ft \+bd «шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди»\+bd* — мохо кесилигә гириптар болғанлар «напак» дәп һесаплинип, муқәддәс ибадәтханиға киришкә қәтъий рухсәт қилинмайтти.\ft*\f* \v 22 Уззияниң башқа әмәллири болса баштин ахириғичә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр тәрипидин йезип қалдурулғандур. \v 23 Уззия өзиниң ата-бовилири арисида ухлиди; бәзиләр: — «У мохо болған адәм» дегәчкә, у ата-бовилири қатарида ятқузулған болсиму, падишалар қәбирстанлиғиға тәвә \add чәтрәк\add* бир йәрликкә дәпнә қилинди. Андин оғли Йотам униң орниға падиша болди. \b \b \m \c 27 \s1 Йотам Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 2Пад.15:32-38 \m \v 1 Йотам тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Йәруша болуп, Задокниң қизи еди. \v 2 У атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди (лекин у Пәрвәрдигарниң муқәддәсханисиға кирмиди). Лекин хәлиқ йәнила бузуқ ишларни қиливәрди. \m \v 3 Пәрвәрдигар өйиниң жуқуриқи дәрвазисини ясатқучи Йотам еди; у йәнә Офәлдики сепилдиму нурғун қурулушларни қилди. \f □ \fr 27:3 \fr*\ft \+bd «Офәл»\+bd* — кона Йерусалимдики бир қисим егиз район еди.\ft*\f* \v 4 У Йәһуданиң тағлиқ районида шәһәрләрни бена қилди, орманлиқлардиму қәлъә-қорғанлар вә күзәт мунарлирини ясатти. \v 5 У Аммонийларниң падишаси билән уруш қилип уларни йәңди; шу жили Аммонийлар униңға үч талант күмүч, миң тонна буғдай, миң тонна арпа олпан бәрди; Аммонийлар иккинчи вә үчинчи жилиму униңға охшаш олпан елип кәлди. \f □ \fr 27:5 \fr*\ft \+bd «үч талант күмүч»\+bd* — бәлким 3400 килограм күмүч еди. \+bd «миң тонна буғдай»\+bd* — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. \+bd «миң тонна арпа»\+bd* — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин.\ft*\f* \v 6 Йотам Худаси Пәрвәрдигар алдида йоллирини тоғра қилғини үчүн қудрәт тапти. \m \v 7 Йотамниң қалған ишлири, җүмлидин қилған җәңлири вә тутқан йоллириниң һәммиси мана «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. \f □ \fr 27:7 \fr*\ft \+bd «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»\+bd* — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.\ft*\f* \v 8 У тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. \v 9 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди; оғли Аһаз униң орниға падиша болди. \b \b \m \c 28 \s1 Аһаз Йәһуда үстигә һөкүм сүриду \r 2Пад. 16:1-20 \m \v 1 Аһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. У атиси Давутқа охшаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмай, \v 2 Бәлки Исраилниң падишалириниң йолиға кирип маңди; у һәтта Баалларға атап мәбудларни қуйдурди; \v 3 Пәрвәрдигар Исраиллар зиминидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркинчлик гуналирини дорап, Һинном җилғисида күҗә көйдүрди, өзиниң пәрзәнтлирини оттин өткүзүп көйдүрди; \f □ \fr 28:3 \fr*\ft \+bd «Һинном җилғиси»\+bd* — ибраний тилида «Гә-Һинном», әрәб тилида «җәһәннәм». Бу жиркиничлик җай тоғрилиқ «Йәр.» 17:31-32ни вә изаһатлирини көрүң. \+bd «күҗә көйдүрди»\+bd* — яки «қурбанлиқларни көйдүрди». \+bd «пәрзәнтлирини оттин өткүзүп көйдүрди»\+bd* — бәлким Аһазниң пәрзәнтлирини инсан қурбанлиғи қилғанлиғини көрситиши мүмкин.\ft*\f* \v 4 Йәнә «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр қайси көкәргән дәрәқ астида көйдүрмә қурбанлиқ қилди вә күҗә көйдүрди. \v 5 Шуңа, униң Худаси Пәрвәрдигар уни Сурийә падишасиниң қолиға тапшурди; Сурийләр уни тар мар кәлтүрүп, Йәһудадин нурғун хәлиқни тутқун қилип Дәмәшққә елип кәтти. Худа йәнә уни Исраил падишасиниң қолиға тапшурди, Исраил падишаси \add Йәһудада\add* чоң қирғинчилиқ елип барди. \v 6 Рәмалияниң оғли Пикаһ Йәһудада бир күн ичидә бир йүз жигирмә миң адәмни өлтүрди, уларниң һәммиси әзимәтләр еди; буниң сәвәви, улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкән еди. \v 7 Зикри исимлиқ бир Әфраимий әзимәт бар еди; у падишаниң оғли Маасияһани, ординиң баш ғоҗидари Азрикам вә падишаниң баш вәзири Әлканаһни қәтл қилди. \v 8 Исраиллар өз қериндашлиридин икки йүз миң аял, оғул-қиз балиларни тутқун қилип елип кәтти; улар йәнә Йәһудадин нурғун уруш ғәниймәтлирини булаң-талаң қилип Самарийәгә әкәтти. \m \v 9 Лекин у йәрдә Пәрвәрдигарниң Одәд исимлиқ бир пәйғәмбири бар еди; у Самарийәгә қайтип кәлгән қошунниң алдиға чиқип уларға: — Қараңлар, ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар Йәһудаларни аччиғида силәрниң қолуңларға тапшурди вә силәр пәләккә йәткән қәһри-ғәзәп билән уларни өлтүрдүңлар. \v 10 Әнди силәр йәнә Йәһудалар билән Йерусалимлиқларни мәҗбурий өзүңларға қул-дидәк қилмақчи болуватисиләр. Лекин силәр өзүңларму Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида гуна-итаәтсизликләр өткүздуңларғу? \v 11 Әнди гепимгә қулақ селиңлар! Қериндашлириңлардин тутқун қилип кәлгәнләрни қайтуруветиңлар, чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви бешиңларға чүшәй дәп қалди, деди. \m \v 12 Шуниң билән Әфраимларниң бир қанчә йолбашчилири, йәни Йоһананниң оғли Азария, Мәшиллимотниң оғли Бәрәкия, Шаллумниң оғли Һәзәкия вә Һадлайниң оғли Амаса қозғилип чиқип җәңдин қайтип кәлгән қошунни тосувелип \v 13 уларға: — Бу тутқунларни бу йәргә елип кирсәңлар болмайду; бизниң Пәрвәрдигарниң алдида гунайимиз туруп, йәнә техиму көп гуналар вә итаәтсизликләрни айнитмақчимусиләр? Чүнки бизниң итаәтсизлигимиз һелиму интайин еғирдур, Исраилниң бешиға отлуқ қәһр-ғәзәп чүшәй дәп қалди, деди. \m \v 14 Шуниң билән ләшкәрләр тутқунлар билән уруш ғәниймәтлирини йолбашчилар вә пүткүл җамаәт алдида қалдуруп қойди. \v 15 Жуқирида исми тилға елинған кишиләр қозғилип, тутқунларни башлап чиқти, уруш ғәниймәтлири ичидин кийим-кечәк вә аяқларни уларниң арисидики барлиқ ялаңач, ялаң аяқ турғанларға кийгүзүп, һәммисини йемәк-ичмәк билән ғизаландурди, үстибашлирини майлиди, барлиқ аҗизларни ешәкләргә миндүрүп, һәммисини «Хорма дәрәқлири шәһири» дәп атилидиған Йерихоға, өз қериндашлириниң қешиға апирип қойди, андин Самарийәгә қайтти. \m \v 16 Бу чағда Аһаз падиша Асурийәниң падишалириға ярдәм тиләп адәм әвәтти, \v 17 чүнки Едомийлар йәнә Йәһудаға һуҗум қилип нурғун адәмни тутқун қилип кәткән еди. \v 18 Филистийләрму Шәфәлаһ түзләңлигидики вә Йәһуданиң җәнубидики шәһәрләргә таҗавуз қилип кирип, Бәйт-Шәмәш, Айҗалон, Гәдәрот, Сокоһ вә Сокоһқа тәвә йеза-қишлақларни, Тимнаһ вә Тимнаһқа тәвә йеза-қишлақларни, Гимзо вә Гимзоға тәвә йеза-қишлақларни ишғал қилип, шу йәрләргә җайлашқан еди. \v 19 Пәрвәрдигар Йәһуданиң падишаси Аһаз түпәйлидин Йәһудани хорлуққа қалдурди; чүнки Аһаз Йәһудани итаәтсиликкә езиқтурди вә өзи Пәрвәрдигарға еғир асийлиқ қилди. \v 20 Асурийәниң падишаси Тиглат-Пилнәсәр дәрвәқә униң йениға кәлди, лекин ярдәм беришниң орниға, униңға көп аваричиликләрни кәлтүрди. \v 21 Чүнки Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидин, падишаниң ордисидин, шундақла әмәлдарларниң өйлиридин көп мал-дунияни чиқирип, Асурийә падишасиға бәргән болсиму, лекин униңға һеч пайдиси болмиди. \v 22 Мошундақ интайин мүшкүл пәйттә бу падиша Аһаз Пәрвәрдигар алдида техиму еғир қәбиһликкә чөкүп кәтти. \v 23 У өзини мәғлуп қилған Дәмәшқниң илаһлириға қурбанлиқ сунди, чүнки у: «Сурийәниң падишалириниң илаһлири уларға ярдәм қилди, шуңа мәнму уларға қурбанлиқ сунуп, уларни маңиму ярдәм беридиған қилимән» деди. Лекин әксичә бу бутлар униң өзини, шундақла барлиқ Исраилларни һалакәткә елип барди. \f □ \fr 28:23 \fr*\ft \+bd «өзини мәғлуп қилған Дәмәшқниң илаһлири»\+bd* — бу сөзләр Аһазниң ойлири, әлвәттә; лекин мәлум тәрәптин ейтқанда, униң бутпәрәслиги уни һәқиқәтән мәғлубийәткә учратқан еди.\ft*\f* \v 24 Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидики әсвап-буюмларни жиғип елип чиқип, уларни кесип-езип парә-парә қиливәтти; вә Пәрвәрдигарниң өйиниң дәрвазилирини печәтливәтти. Һәм өзи үчүн Йерусалимниң һәр бир доқмушида қурбангаһларни салғузди. \v 25 У йәнә Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә башқа илаһларға хушбуй йеқиш үчүн «жуқури җайлар»ни салғузди, шундақ қилип ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзиви қозғалди. \v 26 Мана, униң қалған ишлири, җүмлидин барлиқ тутқан йоллири баштин-ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. \v 27 Аһаз ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни Йерусалим шәһиригә дәпнә қилди, лекин уни Исраил падишалириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. Оғли Һәзәкия униң орниға падиша болди. \b \b \m \c 29 \s1 Һәзәкия һөкүм сүриду; у муқәддәсханини тазилайду \m \v 1 Һәзәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Абия болуп, Зәкәрияниң қизи еди. \f □ \fr 29:1 \fr*\ft \+bd «Абия»\+bd* — яки «Аби». «2Пад.» 18:2ни көрүң.\ft*\f* \v 2 \add Һәзәкия\add* атиси Давут барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди. \v 3 У тәхткә чиққан биринчи жилиниң биринчи ейида Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазилирини ачтуруп, йеңибаштин ясатти. \v 4 У каһинлар билән Лавийларни \add Худаниң өйигә\add* чақирип келип, \add алдинқи\add* һойлисиниң мәйданиниң шәриқ тәрипигә жиғип, \v 5 уларға: — И Лавийлар, гепимгә қулақ селиңлар; өзүңларни Худаға атап пакизлаңлар вә ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини униңға муқәддәс қилип пакизлаңлар, муқәддәсханидин барлиқ паскина нәрсиләрни чиқирип ташлаңлар. \v 6 Чүнки бизниң ата-бовилиримиз асийлиқ қилип, Худайимиз Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Униңдин ваз кәчти, Пәрвәрдигарниң туралғусидин йүзини өрүп, Униңға арқини қилди. \v 7 Улар айванниң ишиклирини етивәткән, чирақларни өчүривәткән, хушбуй яқмиған еди вә муқәддәсханида Исраилниң Худасиға һеч көйдүрмә қурбанлиқларни сунмайдиған болуп кәткән еди; \v 8 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң үстигә чүшүп, худди өз көзүңлар билән көрүп турғиниңлардәк, уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объекткә айландуруп қойди. \f □ \fr 29:8 \fr*\ft \+bd «уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объект...»\+bd* — яки «уларни адәмләргә дәһшәт салидиған, қорқунуч бастуридиған һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объект».\ft*\f* \v 9 Шу сәвәптин ата-бовилиримиз қилич астида қалди; оғул-қизлиримиз вә хотунлиримизму тутқун қилинди. \v 10 Әнди мән Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң ғәзивиниң биздин яндурулуши үчүн, Униң билән әһдилишиш нийитигә кәлдим. \v 11 И балилирим, ғапил болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз алдида туруп хизмитидә болушқа, Униң хизмәткари болуп хушбуй йеқишқа таллиған, деди.\f □ \fr 29:11 \fr*\ft \+bd «...хушбуй йеқишқа...»\+bd* — яки «...қурбанлиқ қилишқа...».\ft*\f* \m \v 12 Шуниң билән Лавийлардин төвәндикиләр орнидин туруп оттуриға чиқти: — Коһатлардин болған Амасайниң оғли Маһат вә Азарияниң оғли Йоел, Мәрарилардин Абдиниң оғли Киш, Йәһалләләлниң оғли Азария, Гәршонлардин Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Едән, \v 13 Әлизафанниң әвлатлиридин Шимри билән Җәийәл, Асафниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Маттания; \v 14 Һеманниң әвлатлиридин Йәһийәл билән Шимәй, Йәдутунниң әвлатлиридин Шемая билән Уззийәлләр. \v 15 Улар қериндашлирини жиғип, өзлирини \add Худаға\add* атап паклиди, падишаниң тапшуруғи, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң өйини пакизлашқа кирди. \v 16 Каһинлар Пәрвәрдигарниң өйиниң ичкирисигә пакизлашқа кирди; улар Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайидин тапқан барлиқ напак-иплас нәрсиләрни Пәрвәрдигар өйиниң һойлисиға тошуп чиқти; андин уларни Лавийлар елип чиқип, \add шәһәр сиртидики\add* Кидрон җилғисиға апирип төкти. \m \v 17 Улар биринчи айниң биринчи күнидин башлап, өйни қайтидин Худаға атап пакизлашқа киришип, сәккизинчи күни Пәрвәрдигар өйиниң айвиниға чиқти; улар \add йәнә\add* сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап, биринчи айниң он алтинчи күнигә кәлгәндә ишни түгәтти.\f □ \fr 29:17 \fr*\ft \+bd «улар йәнә сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап...»\+bd* — яки «шундақ қилип улар сәккиз күн ичидә Худаниң өйини (муқәддәс җайни) пакизлиған болди...».\ft*\f* \m \v 18 Андин улар Һәзәкия падишаниң алдиға кирип: — Биз Пәрвәрдигарниң пүткүл өйини, җүмлидин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини вә униңдики барлиқ қача-қуча, әсвапларни, «тәқдим нан» тизилидиған ширәни вә ширә үстидики барлиқ қача-қуча, әсвапларни пакизливәттуқ; \v 19 Аһаз падиша тәхттики чеғида асийлиқ қилип ташливәткән барлиқ қача-қуча, әсвапларни тәйярлап тәх қилип, пакизлап қойдуқ; мана, улар һазир Пәрвәрдигарниң қурбангаһи алдиға қоюлди, деди. \m \v 20 Һәзәкия падиша әтигәндә таң сәһәр орнидин туруп шәһәрдики әмәлдарларни жиғип Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти. \v 21 Улар падишалиқ үчүн, муқәддәсхана вә пүтүн Йәһудалар үчүн гуна қурбанлиғи қилишқа йәттә буқа, йәттә қочқар, йәттә қоза вә йәттә текә елип кәлди; \add падиша\add* Һарун әвлатлири болған каһинларға буларни Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға сунушни буйруди. \v 22 Улар буқиларни боғузлиди, каһинлар қенини елип, қурбангаһқа сәпти; андин улар қочқарларниму боғузлап, қенини қурбангаһқа сәпти; қозиларниму боғузлап, уларниң қениниму қурбангаһқа сәпти. \v 23 Ахирида гуна қурбанлиғи қилинидиған текиләрни падиша вә җамаәт алдиға йетиләп келивиди, \add падиша вә җамаәт\add* қоллирини текиләр үстигә қоюшти. \f □ \fr 29:23 \fr*\ft \+bd «падиша вә җамаәт қоллирини текиләр үстигә қоюшти»\+bd* — «Лав.» 4؛13-26ни көрүң.\ft*\f* \v 24 Каһинлар текиләрни боғузлап, қенини барлиқ Исраилларниң гунайи үчүн кәчүрүм-кафарәт сүпитидә қурбангаһқа сәпти; чүнки падиша: «Көйдүрмә қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғи барлиқ Исраиллар үчүн сунулсун» дегән еди. \m \v 25 Падиша йәнә Лавийларни Пәрвәрдигар өйидә Давутниң, \add Давут\add* падишаниң алдин көргүчиси гадниң вә Натан пәйғәмбәрниң буйруғинидәк җаңҗаң, тәмбур вә чилтар қатарлиқ сазларни тутуп, сәп болуп турушқа тайинлиди (чүнки әслидә бу әмир Пәрвәрдигардин, өз пәйғәмбәрлириниң вастиси билән тапиланған еди). \v 26 Шуниң билән Лавийлар Давутниң сазлирини, каһинлар канайларни тутқан һалда турушти. \v 27 Һәзәкия көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһ үстигә сунулсун, дәп буйруди. Көйдүрмә қурбанлиқ сунулған һаман, Пәрвәрдигарға аталған нәғмә-нава қилинишқа, канайлар челинишқа вә Исраилниң падишаси Давутниң сазлири тәңкәш қилинишқа башлиди. \v 28 Пүткүл көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғичә, пүткүл җамаәт сәҗдигә олтиришти, нәғмә-навачилар нәғмә-нава қилишти, канайчилар канай челип турди. \v 29 Көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғанда, падиша вә униң билән һазир болғанларниң һәммиси тизлинип сәҗдә қилишти. \v 30 Һәзәкия падиша вә әмәлдарлар йәнә Лавийларға Давутниң вә алдин көргүчи Асафниң шеирлири билән Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушни буйруди; шуниң билән улар хошал-хурамлиқ билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушуп, баш егип сәҗдә қилишти. \m \v 31 Һәзәкия: — Силәр әнди өзүңларни Пәрвәрдигарға муқәддәс болушқа беғишлиған екәнсиләр, алдиға келиңлар, қурбанлиқлар, тәшәккүр қурбанлиқлирини Рәбниң өйигә кәлтүрүп сунуңлар, девиди, җамаәт қурбанлиқлар вә тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүшти; халиғанлар көйдүрмә қурбанлиғини кәлтүрүшти. \f □ \fr 29:31 \fr*\ft \+bd «алдиға келиңлар, қурбанлиқлар,...»\+bd* — мошу йәрдә «қурбанлиқлар» бәлким «енақлиқ қурбанлиқлири»ни көрситиду. 32-36-айәтләргә қариғанда, «көйдүрмә қурбанлиқлар» бу икки хил қурбанлиқлар (инақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбанлиқлири)дин сирт еди. Оқурмәнләрниң есидә барки, енақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбанлиқлирини каһинлар билән шу қурбанлиқларни сунғучилар йейишкә болатти; «көйдүрмә қурбанлиқлар» пүтүнләй Худаға атап көйдүрүләтти.\ft*\f* \v 32 Җамаәт елип кәлгән көйдүрмә қурбанлиқлар төвәндикичә: — йәтмиш буқа, йүз қочқар, икки йүз қоза; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиққа әкилингән еди. \v 33 Булардин башқа Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму бар еди. \f □ \fr 29:33 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму...»\+bd* — бу айәттики кала-қойлар бәлким енақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбалиқлири сүпитидә беғишланған болуши мүмкин.\ft*\f* \v 34 Каһинлар бәк аз болғачқа, көйдүрмә қурбанлиқ маллириниң терисини союшқа үлгүрәлмәйтти; шуңа Лавий қериндашлири таки маллар союлуп болғичә һәм башқа каһинлар өзлирини \add Худаға\add* атап паклап болғичә ярдәмләшти (чүнки Лавийлар өзлирини \add Худаға\add* атап паклаш ишида каһинларға нисбәтән бәкрәк ихласмән еди). \v 35 Униң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар наһайити көп еди, шундақла енақлиқ қурбанлиқлириниң мейи вә көйдүрмә қурбанлиқларға қошулған шарап һәдийилириму наһайити көп еди. \m Шундақ қилип Пәрвәрдигар өйидики ибадәт хизмәтлири йеңибаштин әслигә кәлтүрүлди. \v 36 Худа Өз хәлқигә бу ишларни орунлаштурғанлиғи үчүн Һәзәкия вә пүткүл хәлиқ толиму хошал болушти; чүнки бу ишлар бәк тезла беҗирилип болған еди. \b \b \m \c 30 \s1 «Өтүп кетиш һейти» йеңибаштин тәбриклиниду \m \v 1 Һәзәкия пүтүн Исраилға вә Йәһудаға адәм әвәтип һәмдә Әфраимлар билән Манассәһләргә хәт йезип, уларни Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни сеғинип «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүш үчүн Йерусалимға, Пәрвәрдигарниң өйигә жиғилишни чақирди \v 2 (Падишаһ, әмәлдарлири вә Йерусалимдики барлиқ җамаәт билән биллә мәслиһәтлишип, иккинчи айда өтүп кетиш һейтини өткүзәйли дәп қарарға келишти. \v 3 Лекин пакланған каһинлар йетишмигәчкә, хәлиқму Йерусалимға жиғилип болмиғачқа, һейтни вақтида өткүзәлмиди). \v 4 Падиша вә пүткүл җамаәт бу планни наһайити яхши бопту, дәп қариди. \v 5 Шуниң билән улар пүткүл Исраилниң Бәәр-Шебадин Данғичә барлиқ хәлқини Йерусалимға келип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә чақириқнамә әвәтәйли, дәп бекитти; чүнки улар һейтни узун вақитлардин буян пүтүлгән бәлгүлимә бойичә өткүзүлмигән еди. \f □ \fr 30:5 \fr*\ft \+bd «Бәәр-Шебадин Данғичә пүткүл Исраил»\+bd* — Бәәр-Шеба Исраилниң җәнубий чегарисида, Дан шималий чегарисида еди.\ft*\f* \v 6 Чапармәнләр падиша билән әмәлдарларниң хәтлирини елип, пүтүн Исраил вә Йәһуда жутини кезип, падишаниң ярлиғи бойичә мундақ хәвәрни җакалиди: «И Исраиллар, Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға йенип келиңлар, шундақ қилсаңлар У Асурийә падишалириниң чаңгилидин қутулған қалдиңларниң йениға йенип келиду. \v 7 Ата-боваңлар вә қериндишиңларға охшаш болмаңлар; улар өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға асийлиқ қилғачқа, У худди силәр көргәндәк уларни харабичиликкә тапшурған. \v 8 Ата-боваңларға охшаш бойнуңларни қаттиқ қилмаңлар; Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзивиниң силәрдин көтирилип кетиши үчүн, әнди силәр Пәрвәрдигарға беқиниңлар, У мәңгүгә Өзигә хас дәп атиған муқәддәсханиға келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар. \v 9 Әгәр силәр Пәрвәрдигарға қайтсаңлар, қериндашлириңлар вә бала-җақилириңлар өзлирини тутқун қилғанларниң алдида рәһим-илтипатқа еришип, бу жутқа қайтип келиду; чүнки Худайиңлар болған Пәрвәрдигар шапаәтлик вә рәһимликтур; силәр Униң тәрипигә өтсәңлар, У силәрдин йүз өрүмәйду». \m \v 10 Чапармәнләр шәһәрму-шәһәр берип, таки Зәбулунғичә Әфраим вә Манассәһниң жутлирини кезип чиқти; лекин у йәрдикиләр уларни заңлиқ қилип мәсқирә қилатти. \v 11 Һалбуки, Ашир, Манассәһ вә Зәбулунлардин бәзилири өзлирини төвән тутуп Йерусалимға кәлди. \v 12 Униң үстигә, Худаниң қоли Йәһудаларниң үстидә болуп, уларни бир нийәттә падишаниң вә әмәлдарларниң Пәрвәрдигарниң сөзигә асасән чиқарған әмрини ишқа ашурушқа бир җан бир дил қилди. \m \v 13 Шуниң билән иккинчи айда нурғун кишиләр петир нан һейтини өткүзүш үчүн Йерусалимға жиғилған еди; топланған хәлиқ зор бир түркүм адәм еди. \f □ \fr 30:13 \fr*\ft \+bd «петир нан һейти»\+bd* — «өтүп кетиш һейти» билән башлиниду.\ft*\f* \v 14 Улар қозғилип Йерусалим шәһиридики қурбангаһларни бузуп йоқитип, исриқгаһларниму елип чиқип, Кидрон җилғисиға апирип ташлиди. \v 15 Улар иккинчи айниң он төртинчи күни өтүп кетиш һейтиға аталған \add қозиларни\add* сойди. Каһинлар билән Лавийлар буниңға қарап хиҗил болуп, өзлирини \add Худаға\add* муқәддәс болушқа паклап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарниң өйигә елип келишти. \v 16 Улар Худаниң адими болған Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға асасән, бәлгүлимә бойичә өз орунлириға келип турушти. Каһинлар Лавийларниң қолидин қанни елип \add қурбангаһқа\add* сәпти. \v 17 Җамаәт ичидә паклинип болмиғанлар хелә болғачқа, Лавийлар пакланмиған барлиқ кишиләрниң орнида өтүп кетиш һейтиға беғишланған қозиларни Пәрвәрдигарға аташ үчүн союшқа мәсъул еди. \v 18-19 Чүнки Әфраим вә Манассәһ, Иссакар вә Зәбулундин кәлгән көпинчиси, хелә көп бир түркүм кишиләр пакланмай турупла, Тәврат бәлгүлимисигә хилап һалда өтүп кетиш һейтиға атап союлған қоза гөшлирини йейишкә киришти; бирақ Һәзәкия улар һәққидә дуа қилип: — Кимки өз ата-бовисиниң Худаси болған Пәрвәрдигарни чин көңлидин изләш нийитигә кәлгән болса, гәрчә улар муқәддәсханиға аит паклиниш бәлгүлимисигә мувапиқ пак қилинмисиму, меһриван Пәрвәрдигар уларни әпу қилғай, деди.\f □ \fr 30:18-19 \fr*\ft \+bd «уларни әпу қилғай»\+bd* — ибраний тилида «улар үчүн кәчүрүм-кафарәт қилғай».\ft*\f* \m \v 20 Пәрвәрдигар Һәзәкияниң дуасиға қулақ селип хәлиқни әпу қилди. \f □ \fr 30:20 \fr*\ft \+bd «хәлиқни әпу қилди»\+bd* — ибраний тилида «хәлиқни сақайтти».\ft*\f* \v 21 Йерусалимда туруватқан Исраиллар петир нан һейтини йәттә күн шундақ хошаллиқ ичидә өткүзди; Лавийлар билән каһинлар һәр күни Пәрвәрдигарға аталған мәдһийә сазлири билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти. \m \v 22 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң вәһийлирини чүшәндүрүшкә маһир Лавийларға илһам берип турди; хәлиқ йәттә күн һейт қурбанлиқлирини йеди; улар енақлиқ қурбанлиқлирини сунуп, ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни мәдһийилиди.\f □ \fr 30:22 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарниң вәһийлири»\+bd* — ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң билими» — бу билим вәһий арқилиқ кәлгәчкә, «вәһийләр» дәп тәрҗимә қилдуқ.\ft*\f* \m \v 23 Барлиқ җамаәт йәнә йәттә күн һейт өткүзүш тоғрилиқ мәслиһәтлишип, йәнә хошал-хурамлиққа чөмгән һалда йәттә күн һейт өткүзди. \v 24 Чүнки Йәһуданиң падишаси Һәзәкия җамаәткә миң буқа вә йәттә миң қой һәдийә қилди; әмәлдарларму җамаәткә миң буқа, он миң қой һәдийә қилди. Нурғун каһинлар өзлирини \add Худаға\add* атап паклиди. \v 25 Пүткүл Йәһуда җамаити, каһинлар, Лавийлар, Исраилдин чиққан барлиқ җамаәт, җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси аламәт хошал болушти. \f □ \fr 30:25 \fr*\ft \+bd «җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси...»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «җүмлидин Исраилдин чиққан, Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси...».\ft*\f* \v 26 Йерусалимни ғайәт зор хошаллиқ кәйпият қаплиди; чүнки Исраилниң падишаси Давутниң оғли Сулайманниң заманидин буян, Йерусалимда мундақ тәнтәнә болуп бақмиған еди. \v 27 Ахирида Лавийлардин болған каһинлар орнидин қопуп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилиди; уларниң садаси Худаға аңланди, дуаси асманларға, Униң муқәддәс туралғусиға йәтти. \b \b \m \c 31 \m \v 1 Бу ишларниң һәммиси түгигәндин кейин, бу йәрдә һазир болған Исраилларниң һәммиси Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә берип, у йәрләрдики «бут түврүк»ләрни чеқип, Ашәраһ бутлирини кесип ташливәтти; йәнә Йәһуда вә Бинямин зиминда, шундақла Әфраим вә Манассәһ зимининиң һәр қайси йәрлиридики «жуқури җайлар» вә қурбангаһларни, һәммисини бузуп йоқатқичә сөкүп ташлиди. Шуниңдин кейин Исраил хәлқиниң һәр қайсиси өз тәвәлигигә, өз шәһәрлиригә қайтип кетишти. \b \m \s1 Муқәддәсханиниң ишлириниң тәртипкә селиниши \m \v 2 Һәзәкия каһинлар билән Лавийларни нөвәт-гуруппиларға бөлүп, каһинлар билән Лавийларниң һәр қайсисини өзигә хас хизмитигә бекитип, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп, Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида, ишик-дәрвазилири ичидә вәзипә өтәп, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуйдиған қилди. \v 3 Падиша йәнә өз мелидин бир үлүшни елип көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн ишлитишкә буйруди; булар Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида пүтүлгини бойичә әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни, йеңи ай вә һейт-байрам күнлиридики көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн айрилди. \v 4 Падиша йәнә каһинлар билән Лавийларниң Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунини чиң иҗра қилиши үчүн, тәқдим қилишқа тегишлик үлүшини уларға бериңлар, дәп Йерусалимда турушлуқ хәлиққә буйруди. \v 5 Бу буйруқ чиқирилиши биләнла, Исраиллар һосул-мәһсулатлириниң дәсләпки елинған қисми ашлиқ, йеңи шарап, \add зәйтун\add* мейи вә һәсәлләрни һәмдә етизлиқтин чиққан һәр хил мәһсулатларниң һосуллиридин әкилишти, йәнә һәр хил нәрсилириниң ондин бирини өшригә түркүмләп әкилишти. \v 6 Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә туруватқан Исраиллар билән Йәһудаларму қой-калилириниң ондин бирини өшригә вә Пәрвәрдигар Худасиға аталған муқәддәс буюмларниң ондин бирини өшригә әкилип, дога-дога догиливәтти. \f □ \fr 31:6 \fr*\ft \+bd «Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә туруватқан Исраиллар»\+bd* — 30:1-2, «2Пад.» 17:6, 23ниму көрүң. Бу ибаригә қариғанда шималий падишалиқ («Исраил») Асурийә империйәси тәрипидин сүргүн қилинған мәзгилдә яки һәтта шуниңдин илгири, шималий падишалиқтики «он қәбилә»динЙәһуда тәрәпкә қечип, Йәһуда шәһәрлиридә олтирақлашқанлар аз әмәс еди. \+bd «Худаға аталған муқәддәс буюмлар»\+bd* — бу «Худаға аталған муқәддәс буюмлар» бәлким барлиқ мәһсулатлардин ондин бири еди. «Қан.» 14:28-29 бойичә, мошу буюмларни хәлиқ «өз ишик-дәрвазилири ичидә Лавийлар вә кәмбәғәлләр үчүн топлаш керәк» еди. Бизниңчә 6-айәттики «ондин бири» «Худаға аталған муқәддәс буюмлар»дин елинған ондин бирини көрситиду. Бу «ондин бири» шу чағда Йерусалимға апирилатти.\ft*\f* \v 7 Үчинчи айдин башлап догилинип, йәттинчи айға кәлгәндә тохтиди. \v 8 Һәзәкия әмәлдарлар билән биллә келип, дога-дога болған бу мәһсулатларни көрүп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуди вә Униң хәлқи болған Исраилларға бәхит-саадәт тилиди. \f □ \fr 31:8 \fr*\ft \+bd «дога-дога болған бу мәһсулатлар»\+bd* — 6-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.\ft*\f* \v 9 Һәзәкия каһинлар билән Лавийлардин бу дога-дога мәһсулатлар тоғрилиқ соривиди, \v 10 Задок җәмәтидин болған баш каһин Азария униңға җавап берип: — Хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйигә һәдийә кәлтүргили башлиғандин буян тойғидәк йедуқ, йәнә нурғун ешип қалди. Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини бәрикәтлигән, шуңа ешип қалғиниму шунчә көп, деди. \m \v 11 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидә амбарларни тәйярлашни буйрувиди, улар шундақ қилди. \v 12 Улар сәмимий-садақәтлик билән һәдийәләрни, ондин бир өшрә вә Худаға алаһидә аталған нәрсиләрни амбарларға әкирди. Лавийлардин болған Конония баш амбарчи, иниси Шимәй муавин баш амбарчи болди. \v 13 Конония вә иниси Шимәйниң қол астида Йәһийәл, Азария, Нахат, Асаһәл, Йәримот, Йозабад, Әлийәл, Йисмақия, Маһат вә Бенаялар назарәт қилиш хизмитигә мәсъул болди; буларниң һәммисини Һәзәкия падиша билән Худаниң өйиниң башқурғучиси Азарияниң көрсәтмиси билән ишләйтти. \v 14 Шәрқий дәрвазиниң дәрвазивини Лавий Йимнаһниң оғли Корә Худаға халис қилинған һәдийә-соғатларға мәсъул еди; у Пәрвәрдигарға сунулған вә «әң муқәддәс» болған нәрсиләрни тәқсим қилатти. \f □ \fr 31:14 \fr*\ft \+bd ««әң муқәддәс» болған нәрсиләр»\+bd* — каһинларға беришкә алаһидә бекитилгән, бәзи қурбанлиқлардин айрип елинған мәлум қисимни көрситиду. «Лав.» 2-, 6- вә 7-бапларни көрүң.\ft*\f* \v 15 Едән, Минямин, Йәшуа, Шемая, Амария вә Шеканиялар униң қол астида болуп, улар каһинларниң һәр қайси шәһәрлиридә, чоң-кичиклигигә қаралмай, нөвәт бойичә өз қериндашлириға буларни үләштүрүп беришкә тайинланди; \v 16 Буниңдин башқа, улар нәсәбнамигә тизимланған үч яштин жуқури әркәкләрдин, һәр күни нөвити бойичә Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, жүкләнгән вәзиписини орунлайдиғанларниң һәммисигиму тәқсим қилип берәтти. \f □ \fr 31:16 \fr*\ft \+bd «үч яштин ашқанлар»\+bd* — бу айәткә қариғанда, каһинларниң кичик оғул балилири хизмәт нөвити кәлгән атилириниң егидарчилиғида ибадәтханиға киришкә рухсәт еди.\ft*\f* \v 17 Улар нәсәби тизимланған җәмәтлири бойичә каһинларғиму һәмдә жигирмә яштин ашқан Лавийларға нөвити вә вәзиписигә қарап тәқсим қилип берәтти; \v 18 нәсәбнамидә «\add Лавий җамаити\add*» \add дәп\add*, пүтүлгинигә қарап буларниң барлиқ кичик балилириға, хотунлири вә оғул-қиз пәрзәнтлиригиму тәқсим қилип берәтти; чүнки улар садақәтлик билән өзлирини Худаға атап паклинип, муқәддәс болушқа беғишлиған еди. \v 19 Һәр қайси шәһәрләрниң әтраплирида олтирақлашқан, Һарунниң әвлатлири болған каһинларға болса, һәр бир шәһәрдә мәхсус тизимланған адәм қоюлған еди; улар каһинлар ичидики барлиқ әркәкләргә вә шундақла нәсәбнамидә пүтүлгән барлиқ Лавийларға тегишлик үлүшлирини берәтти. \m \v 20 Һәзәкия пүтүн Йәһуда зиминида шундақ қилди; у өз Худаси болған Пәрвәрдигар алдида яхши, дурус вә һәқ болғанни қилди. \v 21 Мәйли Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтләргә аит ишта болсун, мәйли Тәврат қануниға һәм әмирлиригә әмәл қилиш нийитидә Худасини издәштә болсун, у пүтүн қәлби билән қилди вә ронақ тапти. \b \b \m \c 32 \s1 Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилиду \r 2Пад. 18:13-37; 19:1-37; Йәш. 36:1-22; 37:1-38 \m \v 1 Бу барлиқ ишларни вә садақәтлик әмәлләрни беҗиргәндин кейин, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилип, қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип бөсүп кирип, уларни ишғал қилиш үчүн уларни қоршивалди. \v 2 Һәзәкия Сәннахерибниң кәлгәнлигини көрүп, униң Йерусалимға һуҗум қилиш нийитиниң барлиғини билгәндә, \v 3 әмәлдарлири вә батур әзимәтлири билән шәһәр сиртидики булақ-ериқларни тосуветиш тоғрилиқ мәслиһәтләшти; улар уни қоллиди. \v 4 Шуниң билән нурғун кишиләр жиғилип: «Немә үчүн Асурийә падишалириға мол су мәнбәсини тепивелишиға қалдуридикәнмиз?» дәп барлиқ булақ көзлирини етивәтти вә у жут оттурисидин еқип өтидиған ериқни тосувәтти. \v 5 Һәзәкия өзини ғәйрәтләндүрүп, бузулуп кәткән сепилларни йеңибаштин оңлатти, үстигә қаравулханиларни салдурди, йәнә бир ташқи сепилму ясатти һәмдә Давут шәһиридики «Милло» қәлъәсини мустәһкәмлиди; у йәнә нурғун қурал-ярақ вә қалқанларни ясатти. \v 6 У хәлиқниң үстигә сәрдарларни тайинлиди андин уларни шәһәр дәрвазисидики мәйданға, өз алдиға жиғдуруп, уларға илһам-риғбәт берип: \v 7 — Ирадәңларни чиң қилип батур болуңлар, Асурийә падишасидин вә униңға әгәшкән зор қошундин қорқмаңлар яки алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур. \f □ \fr 32:7 \fr*\ft \+bd «биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур»\+bd* — яки «биз билән Болғучи униң билән болғучидин улуқдур». «2Пад.» 6:16ни көрүң.\ft*\f* \v 8 Униң билән биргә болғини наһайити бир инсаний әтлик биләк, халас; лекин биз билән биллә болғучи болса бизгә мәдәткар болуп, биз үчүн җәң қилғучи Худайимиз Пәрвәрдигар бардур! — деди. Хәлиқ Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң сөзлиригә ишинип таянди.\x + \xo 32:8 \xo*\xt Йәр. 17:5; 1Юһа. 4:4\xt*\x* \m \v 9 Шуниңдин кейин Асурийә падишаси Сәннахериб пүткүл күч-қошуни билән Лақиш шәһирини муһасиригә алди; шу чағда у хизмәткарлирини Йерусалимға, Йәһуданиң падишаси Һәзәкияға, шундақла Йерусалимда туруватқан барлиқ Йәһудаларға әвәтип, уларға мундақ сөзләрни йәткүзүп: — \v 10 «Асурийә падишаси Сәннахериб: «Йерусалим муһасирә ичидә туруқлуқ, силәр зади немигә тайинип униңда техичә туруватисиләр? \v 11 Һәзәкия силәргә: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Асурийә падишасиниң чаңгилидин қутулдуриду», дәп ишәндүрүп, силәрни ачлиқ вә уссузлуқтин өлүмгә тапшурмақчи болуватмамду? \v 12 Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Андин Йәһудадики вә Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр вә шуниң үстигила хушбуй яқисиләр» дәп әмир қилған әмәсмиди? \f □ \fr 32:12 \fr*\ft \+bd «Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? ... Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр ...» дәп әмир қилған әмәсмиди?»\+bd* — Сәннахерибниң әлчиси интайин һейлигәрлик билән қилинған бу гәп билән хәлиққә: — «Һәзәкия Пәрвәрдигарға һәқиқәтән ишәнмәйду. У пәқәт һәммиңлар Йерусалимда қурбанлиқлирңларни қилишиңлар керәк дәп силәрдин пайдиланмақчи» дәп гуманландурмақчи.\ft*\f* \v 13 Мениң вә мениң ата-бовилиримниң барлиқ әл хәлиқлиригә немә қилғанлиғини билмәмсиләр? Әл-жутларниң илаһ-бутлири өз зиминини мениң қолумдин қутқузушқа бирәр амал қилалиғанму? \v 14 Мениң ата-бовилирим үзүл-кесил йоқатқан әшу әл-жутларниң бут-илаһлириниң қайсибири өз хәлқини мениң қолумдин қутқузалиған? Ундақта силәрниң Худайиңлар силәрни мениң қолумдин қутқузаламти? \v 15 Силәр әнди Һәзәкияға алданмаңлар, силәрни шундақ қайил қилишиға йол қоймаңлар яки униңға ишинипму олтармаңлар; чүнки мәйли қайси әлниң, қайси падишалиқниң илаһи болсун, һеч қайсиси өз хәлқини мениң қолумдин яки мениң ата-бовилиримниң қолидин һеч қутқузуп чиқалмиди; силәрниң Худайиңлар силәрни мениң чаңгилимдин техиму қутулдурувалалмайду әмәсму? — дәйду» — деди. \m \v 16 \add Сәннахерибниң\add* хизмәткарлири давамлиқ йәнә Пәрвәрдигар Худани вә Униң хизмәткари Һәзәкияни һақарәтләйдиған гәпләрниму қилди. \v 17 Андин Сәннахериб техи хәт йезип, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни һақарәтләп, заңлиқ қилип: «Худди һәр қайси әл-жутларниң илаһлири өз хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмиғандәк, Һәзәкияниң Худасиму Униң хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмайду» деди. \v 18 Улар шәһәрни елиш ғәризидә Йерусалим сепилидә туруватқан хәлиқни қорқутуп, патипарақчилиққа чөмдүрүш үчүн Йәһудий тилида үнлүк товлап турди. \v 19 Улар Йерусалимниң Худасини худди йәр йүзидики ят хәлиқләрниң инсанниң қолида ясалған илаһлириға охшитип сөзлиди. \m \v 20 Шуниң түпәйлидин Һәзәкия падиша вә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр дуа қилип асманға қарап нида қиливиди, \v 21 Пәрвәрдигар бир Пәриштә әвәтти, у Асурийә падишаси қошуниниң ләшкәргаһиға кирип, пүткүл батур җәңчиләрни, әмәлдалар вә сәрдарларни қоймай қиривәтти. Шуниң билән Асурийә падишаси шәрмәндә болуп өз жутиға қайтип кәтти. Өзиниң бутханисиға киргән чеғида өз пуштидин болған оғуллири уни қилич билән чепип өлтүрди. \v 22 Әнә шу тәриқидә, Пәрвәрдигар Һәзәкияни вә Йерусалим аһалисини Асурийә падишаси Сәннахерибниң вә башқа барлиқ дүшмәнләрниң чаңгилидин қутқузуп қалди вә уларни һәр тәрәптә қоғдиди. \f □ \fr 32:22 \fr*\ft \+bd «һәр тәрәптә қоғдиди»\+bd* — яки «һәр тәрәптә әминликкә ериштүрди» яки «һәр тәрәптә йетәкчилик қилди».\ft*\f* \v 23 Нурғун кишиләр һәдийәләрни Пәрвәрдигарға аташ үчүн Йерусалимға әкәлди, шундақла нурғун есил нәрсиләрни әкилип Йәһуда падишаси Һәзәкияға сунди; шуниңдин етиварән Һәзәкия барлиқ әл-жутларниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болди. \b \m \s1 Һәзәкия еғир кесәл болиду, дуа қилиду \r 2Пад. 20:1-21; Йәш. 38:1-22; 39:1-8 \m \v 24 Шу күнләрдә Һәзәкия кесәл болуп сакратқа чүшүп қалди; у Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти. \f □ \fr 32:24 \fr*\ft \+bd «Һәзәкия ... Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти»\+bd* — «Йәш.» 38-бапни көрүң.\ft*\f* \v 25 Лекин Һәзәкия өзигә көрситилгән илтипатқа мувапиқ тәшәккүр ейтмиди; у көңлидә тәкәббурлишип кәтти. Шуңа Худаниң ғәзиви униңға вә шуниңдәк Йәһуда вә Йерусалимдикиләргә қозғалди. \v 26 Лекин Һәзәкия вә Йерусалимдикиләр тәкәббурлиғидин йенип өзлирини төвән тутуп жүргәчкә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви Һәзәкияниң күнлиридә уларға чүшмиди. \m \v 27 Һәзәкияниң дунияси толиму көп, иззәт-һөрмити қәвәтла жуқури еди; у өзигә алтун, күмүч, гөһәр-яқут, хушбуй дора-дәрмәк, қалқан вә һәр хил қиммәтлик буюмларни сақлайдиған ғәзниләрни салдурди; \v 28 у йәнә ашлиқ, йеңи шарап вә зәйтун мейи сақлайдиған амбарларни, йәнә һәр түрлүк маллар вә падилири үчүн еғил-қотанларни салдурди. \v 29 У өзигә шәһәрләр бена қилдурди вә нурғун қой-калиларға егә болди, чүнки Худа униңға ғайәт көп дәпинә-дуния ата қилған еди. \v 30 Һәзәкиядин ибарәт бу киши Гиһон еқининиң жуқури еқимидики суни тосуп, суни топтоғра Давут шәһириниң күнпетиш тәрипигә еқип келидиған қилған еди. Һәзәкия барлиқ қилған әмәллиридә ронақ тапти. \v 31 Һалбуки, Бабил әмирлириниң әлчилири келип Һәзәкия билән көрүшүп, Йәһуда зиминида йүз бәргән бу мөҗизилик аламәт тоғрилиқ гәп сориған чағда, униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти. \f □ \fr 32:31 \fr*\ft \+bd «...униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти»\+bd* — «Йәш.» 39-бапни көрүң.\ft*\f* \v 32 Һәзәкияниң қалған ишлири вә яхши әмәллири болса, мана улар «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да, Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәрниң көргән вәһийлик хатирисидә пүтүлгәндур. \m \v 33 Һәзәкия ата-бовилири арисида ухлиди; улар уни Давут әвлатлири қәбирстанлиғи егизлигидә дәпнә қилди; у өлгән чағда барлиқ Йәһуда хәлқи билән Йерусалимдикиләр униңға һөрмәт билдүрди. Униң орниға оғли Манассәһ падиша болди. \b \b \m \c 33 \s1 Манассәһ сәлтәнәт қилиду; униң рәзил ишлири \r 2Пад. 21:1-18 \m \v 1 Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди. \v 2 У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. \v 3 У атиси Һәзәкия чеқип ташлиған «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалларға атап қурбангаһларни салдуруп, ашәраһ мәбудларни ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди. \f □ \fr 33:3 \fr*\ft \+bd «асмандики нурғунлиған ай-юлтузлар»\+bd* — яки «асманниң қошуни», йәни асмандики нурғунлиған ай-юлтузларни көрситиду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәлким асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң).\ft*\f* \v 4 У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: «Йерусалимда Мениң намим мәңгү қалиду» дегән еди. \v 5 У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти. \f □ \fr 33:5 \fr*\ft \+bd «асманниң қошуни»\+bd* — мошу йәрдә қуяш, ай вә юлтузларни көрситиду.\ft*\f* \v 6 У Бән-Һинномниң җилғисида өз балилирини оттин өткүзди; җадугәрчилик, палчилиқ вә дәмидичилик ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип Униң ғәзивини қозғиди. \f □ \fr 33:6 \fr*\ft \+bd «Бән-Һинномниң җилғиси»\+bd* — йәни «Һинномниң оғлиниң җилғиси». «Йәшуа» 8:29ни көрүң. Бу җилға әсли «Ге-Һинном» дәп атилатти (әрәбчә «җәһәннәм»). \+bd «...балилирини оттин өткүзүш»\+bd* — бәлким «инсаний қурбанлиқ»ни көрситиши мүмкин.\ft*\f* \v 7 У ясатқан ойма мәбудни Худаниң өйигә тиклиди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән; \v 8 Әгәр Исраил пәқәт Мән Мусаниң вастиси билән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни барлиқ қанун, бәлгүлимиләр вә һөкүмләргә мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға бекиткән бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән» — дегән еди. \m \v 9 Лекин Манассәһ Йәһудаларни вә Йерусалимдикиләрни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрниң қилғинидинму ашуруп рәзиллик қилатти. \v 10 Пәрвәрдигар Манассәһ вә униң хәлқигә агаһландуруп сөзлигән болсиму, лекин улар қулақ салмиди. \m \v 11 Шу сәвәптин Пәрвәрдигар Асурийә падишасиниң қошунидики сәрдарларни уларниң үстигә һуҗумға салдурди. Улар Манассәһни илмәк билән елип, мис зәнҗир билән бағлап Бабилға әкәлди. \f □ \fr 33:11 \fr*\ft \+bd «улар Манассәһни илмәк билән елип...»\+bd* — Асурийә падишалири тутқунларни харлаш үчүн илмәкләрни бурнидин өткүзүп йетиләйтти. «Йәш.» 37:29 вә «Һаб.» 1:15 билән селиштуруң.\ft*\f* \v 12 Манассәһ мошундақ азапқа чүшкәндә Худаси Пәрвәрдигарға ялвуруп, ата-бовилириниң Худаси алдида өзини бәк төвән тутти. \v 13 У дуа қиливиди, \add Пәрвәрдигар\add* униң дуасиға қулақ селип, тилигини қобул қилип, уни Йерусалимға қайтуруп, падишалиғиға қайтидин егә қилди. Манассәһ шу чағдила Пәрвәрдигарниңла Худа екәнлигини билип йәтти. \m \v 14 Бу ишлардин кейин Манассәһ «Давут шәһири»ниң сиртиға, җилға оттурисидики Гиһонниң күнпетиш тәрипидин таки Белиқ дәрвазиси ағзиғичә, Офәлни чөридәп сепил ясатти вә уни наһайити егиз қилди; Йәһуданиң һәр қайси қорғанлиқ шәһәрлиридә қошун сәрдарлирини тайинлиди. \v 15 У йәнә Пәрвәрдигар өйидин ят әлликләрниң мәбудлири билән \add өзи қойған\add* бутни, өзи Пәрвәрдигар өйиниң теғи билән Йерусалимда ясатқузған барлиқ қурбангаһларни еливетип, шәһәр сиртиға ташлатқузивәтти. \v 16 \add Манассәһ\add* Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин тиклитип, қурбангаһқа енақлиқ қурбанлиғи билән тәшәккүр қурбанлиқлирини сунди вә Йәһудаларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң хизмитигә киришни буйруди. \v 17 Шундақтиму, хәлиқ қурбанлиқни йәнила «жуқури җайлар»да өткүзәтти; лекин уларниң қурбанлиқлири өзлириниң Худаси Пәрвәрдигарғила сунулатти. \v 18 Манассәһниң қалған ишлири, җүмлидин униң Худасиға қилған дуаси вә алдин көргүчиләрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намида униңға ейтқан гәплири болса, мана улар «Исраилниң падишалириниң хатирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. \v 19 Униң дуаси, Худаниң униң тиләклирини қандақ иҗабәт қилғанлиғи, униң өзини төвән қилишидин илгири қилған барлиқ гунайи вә вапасизлиғи, шундақла униң қәйәрдә «жуқури җайлар» салдурғанлиғи, Ашәраһ мәбудлири һәм ойма мәбудларни тиклигәнлиги болса, мана һәммиси «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә» пүтүлгәндур. \f □ \fr 33:19 \fr*\ft \+bd «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә»\+bd* — яки «Һозайниң хатирилиридә».\ft*\f* \v 20 Манассәһ ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни өз ордисиға дәпнә қилди; оғли Амон орниға падиша болди. \b \m \s1 Амон сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 21:19-26 \m \v 21 Амон тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди. \v 22 У атиси Манассәһ қилғинидәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. У атиси Манассәһ ясатқан барлиқ ойма мәбудларға қурбанлиқ сунди вә уларниң қуллуғиға кирди. \v 23 У өзини Пәрвәрдигар алдида атиси Манассәһ өзини төвән тутқандәк төвән тутмиди; бу Амонниң болса гуна-қәбиһликлири барғансери ешип барди. \v 24 Кейин униң хизмәткарлири уни қәстләп өз ордисида өлтүрүвәтти. \v 25 Лекин Йәһуда зиминидикиләр Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди. \b \b \m \c 34 \s1 Һәққаний падиша Йосия сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 22:1-20 \m \v 1 Йосия падиша болғанда сәккиз яшта болуп, Йерусалимда оттуз бир жил сәлтәнәт қилди. \v 2 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, һәр ишта атиси Давутниң йоллирида жүрүп, нә оңға нә солға чәтнәп кәтмиди. \v 3 Униң сәлтәнитиниң сәккизинчи жили, у техи гидәк чеғидила, атиси Давутниң Худасини изләшкә башлиди; сәлтәнитиниң он иккинчи жилиға кәлгәндә Йәһуда билән Йерусалимдики «жуқури җайлар», ашәраһ мәбудлири, ойма бутлар вә қуйма бутларни йоқитип, зиминни пакизлашқа киришти. \v 4 Хәлиқ униң көз алдидила «Бааллар»ниң қурбангаһлирини чеқип ташлиди; у қурбангаһларниң үстигә егиз қилип орунлаштурулған «күн түврүклири»ларни кесип ташлиди; у йәнә Ашәраһ мәбудлири, ойма-қуйма бутларни чеқип, униң тописини бу мәбудларға қурбанлиқ сунғанларниң қәбирлиригә чечивәтти. \f □ \fr 34:4 \fr*\ft \+bd «күн түврүклири»\+bd* — башқа бир тәрҗимиси «қуяш бути» яки күн «исриқгаһлар».\ft*\f* \v 5 \add Бут\add* каһинлириниң устиханлирини қурбангаһлириниң үстидә көйдүрүвәтти; шундақ қилип, у Йәһуда билән Йерусалимни пакизлиди. \v 6 У Манассәһ, Әфраим, Шимеон һәтта Нафталиғичә уларниң һәр қайси шәһәрлиридә вә әтрапидики харабиләрдә шундақ қилди; \v 7 У қурбангаһларни чеқип, ашәраһ мәбудлири вә ойма бутларни кокум-талқан қиливәтти, пүтүн Исраилдики «күн түврүклири»ниң һәммисини кесип ташлап, Йерусалимға қайтти.\f □ \fr 34:7 \fr*\ft \+bd «күн түврүклири»\+bd* — башқа бир тәрҗимиси «қуяш бути» яки күн «исриқгаһлар».\ft*\f* \m \v 8 Униң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Йәһуда зиминини вә муқәддәсханини пакизлап болғандин кейин, Азалияниң оғли Шафан, шәһәр башлиғи Маасеяһ вә Йоаһазниң оғли тәзкиричи Йоаһни Худаси болған Пәрвәрдигарниң өйини оңлашқа әвәтти. \v 9 Шуниң билән улар баш каһин Һилқияниң алдиға келип, униңға Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән пулни тапшурди. Бу пулни әслидә дәрвазивән Лавийлар Манассәһ, Әфраим вә Исраилниң қалдисидин, шуниңдәк Йәһуда вә Бинямин зиминидикиләр вә Йерусалимдикиләрдин жиққан еди. \f □ \fr 34:9 \fr*\ft \+bd «Әфраим вә Исраилниң қалдиси»\+bd* — Асурийә империйәси шималий падишалиқ («Исраил»)тин аһалиниң көп қисмини тутқун қилип елип кәткән еди; айәттә тилға елинған мошу хәлиқ жутта қалдурулған Исраиллар еди.\ft*\f* \v 10 Улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған ишларни назарәт қилғучи ишчиларға тапшуруп бәрди. Булар һәм пулни Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә мустәһкәмләшкә ишлигүчиләргә бәрди; \v 11 улар болса пулни Йәһуда падишалири харабиләштүргән өй-имарәтләргә лазимлиқ кесип-оюлған ташларни вә түврүк-лимларға яғач сетивалишқа яғаччилар билән тамчиларға тапшуруп бәрди. \v 12 Бу адәмләр садақәтлик билән ишлиди. Уларни башқуридиған, назарәткә мәсъул Лавий Мәрариниң әвлатлиридин Җаһат билән Обадия, Коһатниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Мәшуллам бар еди; бу Лавийларниң һәммиси һәр хил сазларғиму маһир еди; \v 13 улар йәнә һаммаллар вә һәр хил ишлар үстидики назарәтчиләрни башқуратти; Лавийлардин пүтүкчиләрму, әмәлдарларму, дәрвазивәнләрму бар еди. \m \v 14 Улар Пәрвәрдигар өйигә беғишлап әкәлгән пулларни елип чиқидиған чағда, Һилқия каһин Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән Тәврат қануни китавини тепивалди. \v 15 Һилқия катип Шафанға: — Мән Пәрвәрдигарниң өйидә Тәврат-қануни китавини тепивалдим, деди. Шуни ейтип, Һилқия китапни Шафанға бәрди. \v 16 Шафан уни падишаниң йениға апарди вә униңға: «Хизмәткарлири тапшурулған ишларни болса, һәммисини ада қиливатиду. \v 17 Улар Пәрвәрдигар өйигә \add беғишланған\add* пулларни төкүп, уни назарәтчиләр вә ишчиларниң қолиға тапшуруп бәрди» дәп мәлумат бәрди. \f □ \fr 34:17 \fr*\ft \+bd «пулларни төкүп...»\+bd* — яки «күмүчни еритип,...»\ft*\f* \v 18 Шафан катип йәнә падишаға: — Һилқия каһин йәнә маңа бир орам китап бәрди дәп уни падиша алдида оқуди. \m \v 19 Вә шундақ болдики, падиша Тәврат қанунидики сөзләрни аңлап, өз кийимлирини житти. \v 20 Падиша Һилқия билән Шафанниң оғли Аһикамға, Микаһниң оғли Абдон билән Шафан катипқа вә падишаниң хизмәткари Асаяға буйруп: — \v 21 Берип мән үчүн вә Исраилда һәм Йәһудада қалдурулған хәлиқ үчүн бу тепилған китапниң сөзлири тоғрисида Пәрвәрдигардин йол сораңлар. Чүнки ата-бовилиримиз бу китапта барлиқ пүтүлгәнләргә әмәл қилмай, Пәрвәрдигарниң сөзини тутмиғанлиғи түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң бизгә төкүлидиған ғәзиви интайин дәһшәтлик болди, деди. \f □ \fr 34:21 \fr*\ft \+bd «тепивелинған китап»\+bd* — Тәвратниң қайси қисми болуши керәк? Падишаһниң инкаси, йәни кейинки һәрикәтлиригә, болупму «жуқури җайлар»ни йоқитишиға қариғанда, «тепивелинған китап» чоқум бу ишни тәкитләйдиған «Қанун шәрһи»ни өз ичигә алған.\ft*\f* \v 22 Шуниң билән Һилқия вә падиша тайинлиған кишиләр аял пәйғәмбәр Һулдаһниң қешиға барди; Һулдаһ Хасраһниң нәвриси, Токиһатниң оғли кийим-кечәк беги Шаллумниң аяли еди; у өзи Йерусалим шәһириниң иккинчи мәһәллисидә олтиратти. Улар униң билән бу ишлар тоғрилиқ сөзләшти. \v 23 У уларға мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәрни әвәткән кишигә мундақ дәңлар: — \v 24 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Мән Йәһуданиң падишаси алдида оқулған бу китаптики барлиқ ләнәтләрни әмәлгә ашуруп, бу җайға вә бу йәрдә турғучиларға балаю-апәт чүшүримән. \v 25 Чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға хушбуй йеқип, қоллириниң һәммә ишлири билән Мениң аччиғимни кәлтүрди. Униң үчүн Мениң қәһрим бу йәргә төкүлиду, өчүрүлмәйду. \m \v 26 Лекин силәрни Пәрвәрдигардин йол сориғили әвәткән Йәһуданиң падишасиға болса, мундақ дәңлар: — Сән аңлиған сөзләр тоғрисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — \v 27 Чүнки көңлүң юмшақ болуп, Худаниң мошу җай вә униңда турғучиларни әйипләп ейтқан сөзлирини аңлиғиниңда, Униң алдида өзүңни төвән қилдиң, шуниңдәк өзүңни шундақ төвән қилғиниңда, кийимлириңни житип, Мениң алдимда жиғлиғиниң үчүн, Мәнму дуайиңни аңлидим, дәйду Пәрвәрдигар. \v 28 Мана, сени ата-бовилириң билән жиғилишқа, өз қәбрәңгә аман-хатирҗәмлик ичидә беришқа несип қилимән; сениң көзлириң Мән бу җай үстигә чүшүридиған барлиқ күлпәтләрни көрмәйду». \m Улар йенип берип, бу хәвәрни падишаға йәткүзди. \m \v 29 Падиша адәм әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң һәммә ақсақаллирини чақиртип кәлди. \v 30 Падиша Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти; барлиқ Йәһудадики әр кишиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң һәммиси, каһинлар билән Лавийлар, шундақла барлиқ хәлиқ, әң кичигидин тартип чоңиғичә һәммиси униң билән биллә чиқти. Андин Пәрвәрдигарниң өйидә тепилған әһдә китавиниң һәммә сөзлрини уларға оқуп бәрди.\f □ \fr 34:30 \fr*\ft \+bd «... уларға оқуп бәрди»\+bd* — ибраний тилида: «... уларниң қулақлириға оқуп бәрди».\ft*\f* \m \v 31 Падиша өз орнида туруп Пәрвәрдигарниң алдида: — Пәрвәрдигарға әгишип пүтүн қәлбим вә пүткүл җеним билән Униң әмирлирини, һөкүм-гувалиқлири вә бәлгүлимилирини тутуп, ушбу китапта пүтүлгән әһдигә әмәл қилимән дәп өзини әһдигә бағлиди. \f □ \fr 34:31 \fr*\ft \+bd «ушбу китапта пүтүлгән әһдигә...»\+bd* — ибраний тилида «ушбу китапта пүтүлгән әһдә сөзлиригә...».\ft*\f* \v 32 Шуниң билән хәлиқниң һәммисиму әһдә алдида туруп униңға өзини бағлиди. \m У йәнә Йерусалимда туруватқанларниң һәммисини вә Биняминдики хәлиқниму бу әһдә алдида турғузуп униңға өзини бағлатти. Шуниң билән Йерусалимда туруватқанлар Худаниң, йәни ата-бовилириниң Худасиниң әһдиси бойичә иш қилидиған болди. \v 33 Йосия Исраилларға қарашлиқ жутлардин барлиқ жиркинчлик нәрсиләрни чиқирип ташлап, Исраилда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худасиниң хизмитигә киридиған қилди. \add Йосияниң\add* барлиқ күнлиридә хәлиқ ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға әгишиштин һеч янмиди. \b \b \m \c 35 \s1 Йосия «өтүп кетиш һейти»ни өткүзиду \r 2Пад. 23:21-23 \m \v 1 Йосия Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини Йерусалимда өткүзмәкчи болди; биринчи айниң он төртинчи күни улар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни сойди. \v 2 Падиша каһинларниң вәзипилирини бәлгүлиди, уларни Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтни қилишқа риғбәтләндүрди. \v 3 У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: — Силәр муқәддәс әһдә сандуғини Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайман салдурған өйгә әкирип орунлаштуруңлар; әнди уни мүрәңләрдә көтирип жүрүш вәзиписи қалмиди. Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла Униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар. \f □ \fr 35:3 \fr*\ft \+bd «У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: —»\+bd* — башқа икки хил тәрҗимиси: (1) «У йәнә пүткүл Исраилға тәлим беридиған, өзлирини Пәрвәрдигарға атап беғишлиған Лавийларға...»; (2) «уУ йәнә пүткүл Исраилға Пәрвәрдигарға хас муқәддәс ишлар тоғрилиқ тәлим беридиған Лавийларға...». \+bd «... Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар»\+bd* — бу пүткүл айәттики хәвәргә қариғанда: \ft*\fp (1) мәлум сәвәптин әһдә сандуғи әң муқәддәс җайдин йөткиветилгән еди. Мүмкинчилиги болған сәвәплири болса (а) Йосия ибадәтханини паклаш үчүн уни вақитлиқ йөткәп турған; (ә) мәлум бир рәзил падиша бутпәрәслик мәхсити билән уни у йәрдин йөткивәткән еди; (б) каһинлар бутпәрәсләрниң рәзил нийәтлиридин қоғдаш үчүн уни йөткәп йошуруп қойған еди; (п) каһинлар Йерусалимни булаң-талаң қилидиған таҗавузчиларниң чаңгилидин қутулдуруш үчүн уни йөткәп йошуруп қойған еди (мәсилән, 12:9 вә 25:4). \fp*\fp (2) бу айәткә қариғанда Лавийларниң (шундақла каһинларниң) әң муһим вә чоң рольи һазир (ибадәтханида Пәрвәрдигарниң мәдһийә ишлиридин башқа) Исраилға тәлим бериш керәк еди (30:22ни көрүң). Исраил сүргүн болғандин кейин Әзра буларниң яхши бир үлгиси болған еди.\fp*\f* \v 4 Шуниң үчүн җәмитиңлар вә нөвәт-гуруппаңлар бойичә, Исраилниң падишаси Давутниң язғини вә униң оғли Сулайманниң язғиниға асасән, өзүңларни убдан тәйярлаңлар. \v 5 Силәр өз ата җәмәтлириңларниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә қериндашлириңлардин ибарәт шу аддий хәлиқ-пухралар җәмәт-җәмәтлиригә вәкил болуп, муқәддәсгаһта турисиләр; һәр бир гуруппида Лавий җәмәтидин бир нәччә адәм болсун. \v 6 Силәр өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни союсиләр, өзүңларни паклаңлар, \add Исраилдики\add* қериндашлириңлар үчүн, йәни уларниң Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тапилиған сөз-каламиға беқиниши үчүн, һәммә ишни тәйяр қилиңлар, деди. \m \v 7 Йосия шу йәрдә һазир болған барлиқ хәлиқ-пухраларниң өтүп кетиш һейтиға атиған қурбанлиғи болсун дәп, җәмий оттуз миң қоза вә оғлақ, вә йәнә үч миң буқа һәдийә қилди; бу малларниң һәммиси падишаниң мелидин чиқирилған еди. \v 8 Униң әмәлдарлириму өз ихтиярлиғи билән хәлиққә вә каһинлар билән Лавийларға қурбанлиқ мели «көтәрмә һәдийә» қилди; Пәрвәрдигарниң өйини башқурғучилардин Һилқия, Зәкәрия вә Йәһийәлму икки миң алтә йүз қоза-өшкә билән үч йүз буқини каһинларға өтүп кетиш һейтиға атап қурбанлиқ қилиш үчүн һәдийә қилип тапшурди. \v 9 Лавийларниң йолбашчилири болған Конания вә униң қериндашлиридин Шемая билән Нәтанәл, шундақла Һашабия, Җәийәл вә Йозабадму бәш миң қоза билән бәш йүз буқини Лавийларниң һейтқа атап қурбанлиқ қилишиға «көтәрмә һәдийә» қилди. \m \v 10 Шундақ қилип, өтилидиған вәзипиләр орунлаштуруп болунғандин кейин, падишаниң тапилиғини бойичә, каһинлар өз орнида турди, Лавийларму өзлириниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә турушти. \v 11 Лавийлар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни боғузлиди; каһинлар уларниң қолидин қанни елип қурбангаһқа сәпти вә шуниң билән бир вақитта Лавийлар қурбанлиқ малниң терисини сойди. \v 12 Көйдүрмә қурбанлиққа сунулидиған малларни болса, улар хәлиқ-пухраларға вәкил болған җәмәтләр бойичә хәлиққә бөлүп берип, уларни Мусаниң китавида йезилғиниға мувапиқ, Пәрвәрдигарға сунушқа тәйярлиди. Сунулидиған буқиларниму шундақ қилди. \v 13 Андин бәлгүлимә бойичә улар өтүп кетиш һейтиға аталған қоза-өшкиләрни отқа қақлап кавап қилди; башқа қурбанлиқлардин қалған, йәни Худаға аталған қисимларни қазанда, даңқанда яки даста пиширип тездин хәлиқ-пухраларға үләштүрүп бәрди; \v 14 шуниңдин кейин өзлиригә вә каһинларға қурбанлиқлардин тәйярлиди, чүнки каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлири кәч киргичә көйдүрмә қурбанлиқ қилиш вә майларни көйдүрүш билән алдираш болуп кәткән еди; шуңа Лавийлар өзлиригә вә каһинлар болған Һарунниң әвлатлириғиму қурбанлиқлардин \add гөш\add* тәйярлап қоюшти. \v 15 Нава-нәғмичиләр, йәни Асафниң әвлатлири Давут, Асаф, Һеман вә \add Давут\add* падишаниң алдин көргүчиси Йәдутунниң тапшуруғи бойичә өз орунлирида турушти; дәрвазивәнләр һәр қайсиси өз дәрвазиси алдида турди; уларниң иш орнидин аҗришиниң һаҗити болмиди, чүнки уларниң қериндашлири болған Лавийлар қурбанлиқлардин тәйярлап қоятти. \v 16 Шундақ қилип, шу бир күн ичидә Йосия падишаниң тапшуруғи бойичә, өтүп кетиш һейти өткүзүлүп, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға көйдүрмә қурбанлиқлар сунулуши билән Пәрвәрдигарға беғишлап өткүзүлгән ибадәт толуқ орунланди. \v 17 Шу чағда һазир болған Исраиллар өтүп кетиш һейтини өткүзүп болғандин кейин, йәттә күн петир нан һейтини өткүзди. \v 18 Самуил пәйғәмбәрниң заманидин буян Исраилда өтүп кетиш һейти мундақ өткүзүлүп бақмиған еди; Исраил падишалириниң һеч қайсисиму Йосия, каһинлар, Лавийлар вә шу йәрдә һазир болған Йәһудалар билән Исраиллар вә Йерусалимда туруватқанлар өткүзгәндәк мундақ өтүп кетиш һейти өткүзүп бақмиған еди. \v 19 Бу қетимқи өтүп кетиш һейти Йосияниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили өткүзүлди. \b \m \s1 Йосияниң сәлтәнити ахирлишиду \m \v 20 Йосия \add муқәддәс\add* өйниң һәммә ишини мошундақ тәртипкә селип болғандин кейин, Мисир падишаси Нәқо Әфрат дәриясиниң бойидики Каркемиш шәһиридә урушқа чиқти, Йосия униң алдини тосқили чиқти. \v 21 Нәқо Йосияниң алдиға әлчиләрни әвәтип униңға: «И Йәһуда падишаси, өзлириниң мениң билән немә карлири бар? Бүгүн мән сили билән урушқили әмәс, бәлки мениң билән уруш қиливатқан җәмәт билән урушқили чиққанмән; йәнә келип, Худа мени тез һуҗум қил, деди; Худаниң силини һалак қиливәтмәслиги үчүн, Униң ишиға кашила қилмисила, чүнки У мениң билән биллидур» деди. \v 22 Лекин Йосия униң билән қаршилишиштин янмиди, әксичә өзини ниқаплап униңға җәң қилғили чиқти; у Худаниң Нәқониң вастиси билән ейтқан гепигә қулақ салмай, Мәгиддо түзләңлигигә келип Нәқо билән тутушти. \v 23 Оқячилар Йосия падишаға оқ етип униңға \add тәккүзди\add*; падиша хизмәткарлириға: — Мән еғир яриландим, мени елип кетиңлар, деди. \v 24 Униң хизмәткарлири уни җәң һарвусидин йөләп чүшүрүп, униң иккинчи җәң һарвусиға ятқузуп Йерусалимға елип меңивиди, у шу йәрдә өлди. У ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилинди; барлиқ Йәһуда вә Йерусалимдикиләр Йосияға тәзийә тутушти. \v 25 Йәримия \add пәйғәмбәр\add* Йосия үчүн мәрсийә оқуди; нәғмә-навачи әр-аялларниң һәммиси таки бүгүнгичә Йосияни тәрипләп мәрсийә оқуп кәлмәктә; у иш Исраилда бәлгүлимигә айланди. Мана булар «мәрсийәләр» дегән китапқа пүтүлгәндур. \f □ \fr 35:25 \fr*\ft \+bd «Йәрәмия ... мәрсийә оқуди»\+bd* — яки «Йәрәмия... мәрсийә язди».\ft*\f* \v 26 Йосияниң қалған ишлири, униң Пәрвәрдигарниң Тәврат китавида йезилғанлириға әгәшкән яхши әмәллири, \v 27 қилғанлири баштин-ахириғичә һәммиси «Йәһуда вә Исраил падишалириниң Тарих-Тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. \b \b \m \c 36 \s1 Йәһоаһаз сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 23:31-35 \m \v 1 \add Йәһуда\add* зиминидики хәлиқ Йосияниң оғли Йәһоаһазни таллап, Йерусалимда атисиниң орниға падиша қилип тиклиди. \v 2 Йәһоаһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә үч яшта еди; у Йерусалимда үч ай сәлтәнәт қилди. \v 3 Мисир падишаси уни Йерусалимда падишалиқтин бекар қилди вә Йәһуда зиминиға бир йүз талант күмүч, бир талант алтун җәриманә қойди. \f □ \fr 36:3 \fr*\ft \+bd «бир йүз талант күмүч»\+bd* — 100 талант күмүч бәлким 3400 килограм, бир талант алтун 34 килограм болуши мүмкин.\ft*\f* \v 4 Андин Мисир падишаси Йәһоаһазниң орниға униң иниси Елиакимни Йәһуда билән Йерусалим үстигә падиша қилип, униң исмини Йәһоакимға өзгәртти; андин Нәқо иниси Йәһоаһазни Мисирға елип кәтти. \b \m \s1 Йәһоаким сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 23:36-37; 24:1-7 \m \v 5 Йәһоаким тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта болуп, у Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигар Худасиниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. \v 6 Бабил падишаси Небоқаднәсар униңға һуҗум қилғили чиқип, уни мис зәнҗир билән бағлап Бабилға елип кәтти. \v 7 Небуқаднәсар йәнә Пәрвәрдигар өйидики бир қисим әсвап-буюмларни Бабилға апирип, өзиниң Бабилдики бутханисиға қойди. \v 8 Йәһоакимниң қалған ишлири, униң жиркиничлик ишлири, униңдики әйипләр болса мана, «Исраил вә Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. Униң оғли Йәһоакин униң орниға падиша болди. \b \m \s1 Йәһоакин сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 24:8-17 \m \v 9 Йәһоакин тәхткә чиққан чеғида он сәккиз яшта болуп, у Йерусалимда үч ай он күн сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. \f □ \fr 36:9 \fr*\ft \+bd «он сәккиз яшта»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «сәккиз яшта» дейилиду.\ft*\f* \v 10 Йеңи жил өткәндә, Небоқаднәсар адәм әвәтип Йәһоакинни Пәрвәрдигар өйидики есил буюмлар билән бирликтә Бабилға әкәлдүрүп, Йәһоакинниң тағиси Зәдәкияни Йәһуда вә Йерусалим үстигә падиша қилип тиклиди.\f □ \fr 36:10 \fr*\ft \+bd «Йәһоакинниң тағиси»\+bd* — ибраний тилида «Йәһоакинниң қериндиши».\ft*\f* \b \m \s1 Зәдәкия сәлтәнәт қилиду \r 2Пад. 24:18-20; 25:1-12; Йәр. 52:1-30 \m \v 11 Зәдәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бир яшта болуп, Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; \v 12 у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; Йәрәмия пәйғәмбәр униңға Пәрвәрдигарниң сөзлирини йәткүзгән болсиму, у Йәрәмияниң алдида өзини төвән қилмиди; \v 13 у өзини Худаниң намида \add беқиниш\add* қәсимини ичкүзгән Небоқаднәсардин йүз өриди; бойнини қаттиқ қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға товва қилип йенишқа көңлини җаһил қилди. \v 14 Униң үстигә, каһинларниң барлиқ башлири билән хәлиқниң һәммиси ят әлликләрниң һәммә жиркинчлик ишлирини дорап, асийлиқлирини ашурди; улар Пәрвәрдигар Йерусалимда Өзигә атап муқәддәс қилған өйни булғивәтти. \m \v 15 Уларниң ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқигә вә туралғусиға ичини ағритқачқа, таң сәһәрдә орнидин туруп әлчилирини әвәтип уларни изчил агаһландуруп турди. \f □ \fr 36:15 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигар .... таң сәһәрдә орнидин туруп... әвәтип...»\+bd* — Худаниң уларни балдур вә көп қетим агаһландурғанлиғини билдүриду.\ft*\f* \v 16 Бирақ улар Худаниң әлчилирини мазақ қилип, сөз-каламлирини мәнситмәйтти, пәйғәмбәрлирини заңлиқ қилатти; ахир берип Пәрвәрдигарниң қәһри өрләп, қутқузғили болмайдиған дәриҗидә хәлқиниң үстигә чүшти.\f □ \fr 36:16 \fr*\ft \+bd «қутқузғили болмайдиған дәриҗидә»\+bd* — ибраний тилида «давалиғусиз дәриҗидә».\ft*\f* \b \m \s1 Бабиллар Йерусалимни вәйран қилиду \m \v 17 Пәрвәрдигар шуниң билән калдийләрниң падишасини уларға һуҗумға селивиди, падиша уларниң муқәддәс өйидә яшлирини қиличлиди; қиз-жигитләр, қерилар, беши ақарғанларға һеч ич ағритип олтармай, һәммини өлтүрүвәтти; \add Худа\add* буларниң һәммисини \add Калдийә\add* падишасиниң қолиға тапшурди. \v 18 Калдийә падишаси Худаниң өйидики чоң-кичик демәй, барлиқ қача-буюмларни, шундақла Пәрвәрдигар өйидики ғәзниләрни, шуниңдәк падишаниң вә әмәлдарлириниң ғәзнилирини қоймай, Бабилға елип кәтти. \v 19 Калдийләр Худаниң өйини көйдүрүвәтти, Йерусалимниң сепилини чеқивәтти, шәһәрдики һәммә орда-қорғанларға от қоюп көйдүрүп, Йерусалимдики барлиқ қиммәтлик қача-буюмларни чеқип кукум-талқан қилди. \v 20 Қиличтин аман қалғанларниң һәммисини \add Калдийә падишаси\add* Бабилға тутқун қилип әкәтти; улар таки Парс падишалиғиниң сәлтәнитикичә Бабил падишаси вә әвлатлириниң қуллуғида болуп турди. \v 21 Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән \add алдин\add* ейтқан \add агаһ\add* сөзи ишқа ашурулуш үчүн болди. Шуниң билән зимин өзигә тегишлик шабат күнлиригә муйәссәр болди; чүнки зимин йәтмиш жил тошқичә харабиликтә туруп «шабат тутуп» дәм елип раһәтләнди.\f □ \fr 36:21 \fr*\ft \+bd «Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән ейтқан сөзи..»\+bd* — көрситилгән бу сөз «Йәр.» 25:11, 29:10 қатарлиқ айәтләрдә тепилиду. \+bd «зимин «шабат тутуп» дәм алди»\+bd* — интайин һәҗвий гәптур. Әслидә Муса пәйғәмбәргә тапшурулған Тәврат қануни бойичә («Лав.» 25:4) зимин һәр йәттинчи жилида бир жил («шабат жили»да) дәм елиши керәк еди — демәк, униңда һеч териқчилиқ қилишқа болмайтти. Әмәлийәттә Исраиллар зиминни егилигәндин тартип Йәрәмия пәғәмбәрниң дәвригичә болған 490 жилда зимин һеч «дәм алған» әмәс еди. Шуңа зиминниң хәлиқтин алидиған 70 жиллиқ арамлиқ қәрзи бар еди; хәлиқ Бабилда 70 жил сүргүн болғанда зимин улардин, шундақла уларниң рәзиллигидин «дәм алди». \ft*\fp Бу темида йәнә «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.\fp*\f* \x + \xo 36:21 \xo*\xt Әзра 1:1-3; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2\xt*\x* \b \m \r Әзра 1:1-3; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2 \v 22 Парс падишаси Қурәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаси Қурәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишалиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: — \v 23 «Парс падишаси Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси болған Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишалиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; У шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди. Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болған һәр қайсиңларға болса, униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болғай, у шу йәргә чиқсун!» деди.