\id 1TI \ide UTF-8 \h Тимотийға «1» \toc1 Тимотийға «1» \toc2 Тимотийға «1» \toc3 1Тим. \mt1 Тимотийға «1» \c 1 \s1 Расул Павлус Тимотийға язған биринчи мәктуп •••• Салам \m \v 1 Қутқузғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз Мәсиһ Әйсаниң әмри билән Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған мәнки Павлустин\x + \xo 1:1 \xo*\xt Рос. 9:15; Кол. 1:27.\xt*\x* \v 2 етиқат йолидики өзүмниң садиқ оғлум болған Тимотийға салам. ХудаАтимиз вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!\x + \xo 1:2 \xo*\xt Рос. 16:1; 1Кор. 4:17; Гал. 1:3; 1Тес. 3:2; 1Пет. 1:2.\xt*\x* \b \m \s1 Сахта тәлимләрни тосуш \m \v 3 Македонийә өлкисигә барғанда, сәндин өтүнгинимдәк \add шуни йәнә өтүнимәнки\add*, \add шу йәрдики\add* бәзи кишиләргә бидъәт тәлимләрни үгәтмәңлар дәп тапилишиң үчүн сән давамлиқ Әфәсус шәһиридә қалғин;\x + \xo 1:3 \xo*\xt Рос. 20:1.\xt*\x* \v 4 уларниң әпсаниләр вә айиғи йоқ нәсәбнамиләргә бәнд болмаслиғини тапилиғин; булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған планини илгири сүрмәйду, бәлки пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, халас. \f □ \fr 1:4 \fr*\ft \+bd «айиғи йоқ нәсәбнамиләр»\+bd* — Йәһудий хәлки һәрдайим өзиниң Тәвраттики улуқ бир «роһий әрбаб»ниң мәлум бир әвлади, Грекләр болса өзиниң мәлум бир «илаһий адәм»ниң әвлади екәнлигини испатлимақчи еди. \+bd «Булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған планини илгири сүрмәйду»\+bd* — «(Худаниң)... Өз өйигә болған (ниҗатлиқ) плани» грек тилида «Худаниң өйидики қанун-орунлаштурушлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 1:4 \xo*\xt 1Тим. 4:7; 6:4, 20; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9.\xt*\x* \m \v 5 Әндиликтә бизгә тапиланған тәлимниң муддиаси сап қәлб, пак виҗдан вә сахтилиқсиз етиқаттин келип чиқидиған меһир-муһәббәттин ибарәттур.\x + \xo 1:5 \xo*\xt Рим. 13:8; Гал. 5:14.\xt*\x* \v 6 Бу ишларда бәзи кишиләр чәтнәп, бемәна гәпләрни қилишқа бурулуп кәтти. \v 7 Уларниң Тәврат қануниниң өлимаси болғуси бар; бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң һәдәп қәйт қиливатқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду. \m \v 8 Әнди бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур.\f □ \fr 1:8 \fr*\ft \+bd «әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур»\+bd* — «әйни муддиасида» грек тилида «қанунлуқ йолда қолланса».\ft*\f* \x + \xo 1:8 \xo*\xt Рим. 7:12.\xt*\x* \v 9 Чүнки биз йәнә шуни билимизки, Тәврат қануни һәққаний адәмләр үчүн түзүлгән әмәс, бәлки қанунға хилаплиқ қилғучилар вә бойни қаттиқлар үчүн, ихлассизлар вә гунакарлар үчүн, ипласлар вә күпүрлүк қилғучилар үчүн, атисини өлтүргүчиләр вә анисини өлтүргүчиләр үчүн, қатиллар, \x + \xo 1:9 \xo*\xt Гал. 5:23.\xt*\x* \v 10 бузуқлуқ қилғучилар, бәччивазлар, адәмләрни қуллуққа булиғучилар, ялғанчилар, қәсәмхорлар үчүн вә яки сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән. \f □ \fr 1:10 \fr*\ft \+bd «Тәврат қануни... сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән»\+bd* — «сағлам тәлим» — бу Павлусниң көп ишлитидиған ибариси. Худадин кәлгән тәлим уни қобул қилғанларда сағлам роһий һаятни һасил қилиду вә қувәтләйду.\ft*\f* \v 11 Бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ Болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған.\f □ \fr 1:11 \fr*\ft \+bd «бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған»\+bd* — «бу тәлимләр» («сағлам тәлим») Тәврат қануниниң һәқиқий әһмийитини, униң «өз муддиасида қоллинидиған» яки «қанунлуқ йолда қоллинилидиған» мәзмунини өз ичигә алиду (8-айәт).\ft*\f* \x + \xo 1:11 \xo*\xt 1Тес. 2:4; 1Тим. 6:15.\xt*\x* \b \m \s1 Павлус өзи Худаниң рәһимдиллигини көрсәткүчи җанлиқ мисалдур \m \v 12 Маңа күч-қудрәт бәргән, мени ишәшлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиған Рәббимиз Мәсиһ Әйсаға тәшәккүр ейтимәнки, \v 13 У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму, маңа рәһим көрситилди; чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим. \f □ \fr 1:13 \fr*\ft \+bd «У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму...»\+bd* — «күпүрлүк қилғучи» — униң күпүрлүги беваситә Худаға қаритилған әмәс (чүнки у «ихласмән Йәһудий» еди), бәлки Худа әвәткән Қутқузғучи Мәсиһгә вә Униңға әгәшкәнләргә қаритилған. «Зиянкәшлик қилғучи» — Мәсиһгә әгәшкәнләргә зиянкәшлик қилғучи. \+bd «чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим»\+bd* — «етиқатсизлиқ» Худаниң Әйса Мәсиһдә болған ниҗат йолиға болған етиқатсизлиқтур.\ft*\f* \x + \xo 1:13 \xo*\xt Юһ. 9:39,41; Рос. 3:17; 8:3; 9:1; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13.\xt*\x* \v 14 Һалбуки, Рәббимизниң маңа көрсәткән меһри-шәпқити зиядилишип, Мәсиһ Әйсада болған етиқат вә меһир-муһәббәт вуҗудумға елип кирилиши билән ешип ташти. \v 15-16 Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур. \f □ \fr 1:15-16 \fr*\ft \+bd «Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур»\+bd* — бу зор әһмийәтлик айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:15-16 \xo*\xt Мат. 9:13; Мар. 2:17; Луқа 5:32; 19:10; 1Юһа. 3:5.\xt*\x* \v 17 Әнди мәңгүлүк Падишаға, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған, бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә һөрмәт-иззәт вә шан-шәрәп болғай! Амин!\f □ \fr 1:17 \fr*\ft \+bd «мәңгүлүк Падишаһ»\+bd* — грек тилида «барлиқ заманларниң Падишаси». \+bd «бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә ... шан-шәрәп болғай!»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә «бирдин-бир дана Худаға әбәдил-әбәткичә ... шан-шәрәп болғай!» дейилиду.\ft*\f* \m \v 18-19 Әй, оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған бешарәтлик вәһийләргә асасән бу буйруқни саңа тапшуримән. Бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән. Бәзиләр виҗданида пак туруштин чәтнәп кәтти, нәтиҗидә уларниң етиқати худди хада ташқа урулуп ғәриқ болған кемидәк вәйран болди. \f □ \fr 1:18-19 \fr*\ft \+bd «бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән»\+bd* — «гөзәл уруш қилғайсән» — әт егилири билән әмәс, әлвәттә, роһий күрәштур. Кейинки 6:12-айәттә тилға елинған «гөзәл күрәш»ни вә у тоғрисидики «қошумчә сөз»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:18-19 \xo*\xt 1Тим. 6:12; 1Тим. 3:9.\xt*\x* \v 20 Хуменеус вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум.\f □ \fr 1:20 \fr*\ft \+bd «Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум»\+bd* — «Шәйтанниң илкигә тапшурулуш» болса, етиқат йолидин хеләла чәтнигән кишиләрни өз гуналирини тонусун дәп, җамаәт ишләтсә болидиған еғир бир тәдбирдур. Униңда шундақ кишиләр җамаәттики барди-кәлдидин чиқирилипла қалмай, бәлким кесәл болуп қелиши яки балаю-апәткә учриши мүмкин. Бу иш тоғрилиқ йәнә «1Кор.» 5-бап, изаһатлири вә шу мәктуптики «қошумчә сөз»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 1:20 \xo*\xt 1Кор. 5:5; 2Тим. 2:17; 4:14.\xt*\x* \b \b \m \c 2 \s1 Җамаәтниң биринчи вәзиписи \m \v 1 Мән һәммидин авал, \add етиқатчиларға\add* пүткүл инсанлар үчүн Худадин тиләкләр тилишини, дуа-тилавәт қилишини, башқилар үчүн мураҗиәт қилишини вә тәшәккүрләр ейтишини, \v 2 болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишини җекиләймән. Шундақ қилғанда, биз толуқ ихласмәнлик вә салмақлиқ билән тинич вә аман-есән һаят кәчүрәләймиз.\x + \xo 2:2 \xo*\xt Йәр. 29:7.\xt*\x* \v 3 Бундақ дуа-тилавәт қилиш гөзәл иштур, Қутқузғучимиз Худани хурсән қилиду. \v 4 Чүнки У пүткүл инсанниң қутқузулуши вә уларниң һәқиқәтни тонуп йетишини халайду.\x + \xo 2:4 \xo*\xt Әз. 18:23; 2Пет. 3:9.\xt*\x* \v 5 Чүнки бирла Худа бардур, Худа билән инсанлар арисида бир келиштүргүчиму бар, У болсиму Өзи инсан болуп кәлгән Мәсиһ Әйсадур.\f □ \fr 2:5 \fr*\ft \+bd «Чүнки бирла Худа бардур»\+bd* — яки «чүнки Худа бирдур» — «Қан.» 6:4 («Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур») вә изаһатни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:5 \xo*\xt Юһ. 17:3; Рим. 3:30; Гал. 3:19; Ибр. 9:15.\xt*\x* \v 6 У барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди; шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди.\f □ \fr 2:6 \fr*\ft \+bd «У (Мәсиһ) барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди»\+bd* — бу «һөр қилиш» гунаниң вә Шәйтанниң илкидин. \+bd «шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу улуқ ишқа (йәни Мәсиһниң өлүми вә тирилиши) бекитилгән вақти-саитидә гувалиқ берилди». Лекин бизниңчә Әйсаниң өлүминиң өзи шу «гувалиқ»тур — демәк, Әйсаниң қурбанлиғи Худаниң чәксиз муһәббәт вә ниҗатлиқ плани тоғрилиқ бәлгүләнгән вақтида ашкариланди.\ft*\f* \x + \xo 2:6 \xo*\xt Мат. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14.\xt*\x* \v 7 Мән бу гувалиқни йәткүзүш үчүн җакарчи вә расул болушқа тайинлинип (мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим), ят әлликләргә етиқат вә һәқиқәт йолида үгәткүчи болуп тикләндим.\x + \xo 2:7 \xo*\xt Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Рим. 1:9; 9:1; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 2Тим. 1:11.\xt*\x* \v 8 Шуңа, мән шуни халаймәнки, әрләр қәйәрдә болсун, дуаға җәм болғанда ғәзәпсиз вә дәталашсиз һалда, һалал әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун. \x + \xo 2:8 \xo*\xt Зәб. 133:1-2; Юһ. 4:21.\xt*\x* \m \v 9 Охшаш йолда аялларму мувапиқ кийинип, өзлирини ар-номус вә салмақлиқ билән пәрдаз қилсун. Уларниң өзлирини пәрдазлаш, чачлирини алаһидә ясаш вә алтун, үнчә-мәрвайит вә есил қиммәт кийим-кечәкләр билән әмәс, \x + \xo 2:9 \xo*\xt Тит. 2:3; 1Пет. 3:3.\xt*\x* \v 10 бәлки гөзәл әмәллири билән пәрдазлишини халаймән. Бу, Худа йолида тәқвадар болай дегән аялларға яришиду. \v 11 \add Җамаәт сорунлирида\add*, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун. \f □ \fr 2:11 \fr*\ft \+bd «Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун»\+bd* — Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә аял кишиләр Худаниң сөзлирини үгәнмәслик керәк еди, шуңа расулниң бу сөзи чоң бир йеңилиқ еди.\ft*\f* \v 12 Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән. Әксичә, улар тинич болсун. \f □ \fr 2:12 \fr*\ft \+bd «Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән»\+bd* — бу тәлим тоғрилиқ, шундақла ача-сиңилларға ата қилинған илтипатлар тоғрилиқ «1Кор.» 14:34-35 вә «Коринтлиқлар (1)»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.\ft*\f* \x + \xo 2:12 \xo*\xt Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:24.\xt*\x* \v 13 Чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған. \x + \xo 2:13 \xo*\xt Яр. 1:27; 2:22.\xt*\x* \v 14 Авал алдинип аздурулғанму Адәм ата әмәс, бәлки \add Һава ана\add* еди. У толиму алданғанлиғидин уларниң итаәтсизлигигә чүшүп қалған еди. \x + \xo 2:14 \xo*\xt Яр. 3:6.\xt*\x* \v 15 Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду.\f □ \fr 2:15 \fr*\ft \+bd «Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду»\+bd* — демәк, «Аяллар Худаниң ләнитигә учриғанлиқтин туғути қийин вә хәтәрлик болсиму, униңдин сақ-саламәт өтүп кетиду». \ft*\fp Бу 14-15-айәтни: «Аяллар әрләргә тәлим бериш, әрләр үстигә һөкүм сүрүштә әмәс, бәлки бала туғуш вә уни беқиш җәрянида, етиқат арқилиқ еришидиған қутқузулуштин бәһримән болалайду» дегән башқа бир мәнидә чүшинишкиму болиду. Айәтниң: «Бирақ аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду» дегән йәнә бир чүшәнчиси әйни тексткә анчә йеқин кәлмәйду, дәп қараймиз.\fp*\f* \b \b \m \c 3 \s1 Җамаәтниң йетәкчилири \m \v 1 «Әгәр бириси җамаәткә йетәкчи болушқа интилсә, у гөзәл бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур. \f □ \fr 3:1 \fr*\ft \+bd «Әгәр бириси җамаәткә йетәкчи болушқа интилсә, у гөзәл бир вәзипини арзу қилған болиду»\+bd* — «йетәкчи»ләр тоғрилиқ «Филиппийилиқларға»дики «қошумчи сөз», «йетәкчиләр вә хизмәткарлар» дегән сөзлиримизни көрүң. «Ақсақал» вә «йетәкчи» әмәлийәттә бир гәптур.\ft*\f* \v 2 Әнди йетәкчи болса әйипсиз, бир хотунлуқ, салмақ, пәмлик, әдәплик, меһмандост, Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,\f □ \fr 3:2 \fr*\ft \+bd «Әнди йетәкчи болса әйипсиз, бир хотунлуқ, салмақ, пәмлик, әдәплик, меһмандост, Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши... (керәк)»\+bd* — «бир хотунлуқ», бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:2 \xo*\xt 2Тим. 2:24; Тит. 1:6.\xt*\x* \v 3 шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, мулайим болуши, сәпра, нәпсанийәтчи болмаслиғи,\f □ \fr 3:3 \fr*\ft \+bd «... шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, мулайим болуши, сәпра, нәпсанийәтчи болмаслиғи... (керәк)»\+bd* — «нәпсанийәтчи» грек тилида «өзини булғайдиған нәпсанийәтчиликкә берилгән» дегән бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөзгә қариғанда, пул вә мал-дунияни қоғлишиш инсанни һарам қилип булғайду. Бу тема тоғрисида йәнә «Луқа» 16:9-11 вә шу айәтләрдики изаһатларни вә «Луқа»дики «қошумчә сөз»имиздики 16-бап тоғрилиқ «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния» дегән мәзмунни көрүң.\ft*\f* \v 4 әз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, толиму салапәтлик билән пәрзәнтлирини ата-анисиға бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк.\f □ \fr 3:4 \fr*\ft \+bd «өз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, толиму салапәтлик билән пәрзәнтлирини ата-анисиға бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк»\+bd* — «толиму салапәтлик билән... тәрбийиләләйдиған» дегәнлик ибарә терикмәй балилирини тәрбийиләйдиғанлигини билдүриду. Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «пәрзәнтлирини өз ата-анисиға толуқ һөрмәт билән бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк».\ft*\f* \v 5 Чүнки бириси өз аилисини башқурушни билмисә, у Худаниң җамаитидин қандақму хәвәр алалисун? \v 6 \add Йетәкчи\add* йеңи етиқатчилардин болмисун; ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин, шуниңдәк Шәйтанниң әйивигә кирип, у учриған һөкүмгә чүшиду.\f □ \fr 3:6 \fr*\ft \+bd «Йетәкчи йеңи етиқатчилардин болмисун; ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин, шуниңдәк Шәйтанниң әйивигә кирип, у учриған һөкүмгә чүшиду»\+bd* — «Шәйтанниң әйивигә кириш» бәлким Шәйтанниң әслидики гунайи, йәни тәкәббурлишип кәткинини (шундақла Худаниң җазасиға учриғанлиғини вә кәлгүсидиму учрайдиғанлиғини) көрситиду.\ft*\f* \v 7 У \add җамаәтниң\add* сиртидикиләр тәрипидинму убдан тәриплинидиған болуши керәк; шундақ болғанда, у башқиларниң қарилишиға учримайду, Шәйтанниң қилтиғиға чүшмәйду.\f □ \fr 3:7 \fr*\ft \+bd «У җамаәтниң сиртидикиләр тәрипидинму убдан тәриплинидиған болуши керәк; шундақ болғанда, у башқиларниң қарилишиға учримайду, Шәйтанниң қилтиғиға чүшмәйду»\+bd* — «Шәйтанниң қилтиғи» немини көрситиду? Йетәкчиләрдә әйиплинәрлик йери болса (һәтта йошурун болсиму), шундақла «сирттикиләр» уни әйипләйдиған болса у бәлким у өзини ақлаш үчүн яки ишлирини йошуруш үчүн ялған гәп қилиши мүмкин. Ундақта у дәрһал Шәйтанниң илкидә болиду. Җамаәттикиләр тәрипидинму убдан «тәриплиниши» керәк, әлвәттә.\ft*\f* \b \m \s1 Җамаәтниң хизмәткарлири \m \v 8 Худди \add йетәкчиләргә\add* охшаш, җамаәтниң хизмәткарлириму салмақ, икки хил гәп қилмайдиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, нәпсанийәтчи болмиған кишиләрдин болуши,\f □ \fr 3:8 \fr*\ft \+bd «Худди (йетәкчиләргә) охшаш, җамаәтниң хизмәткарлириму салмақ, икки хил гәп қилмайдиған ... кишиләрдин болуши... (керәк)»\+bd* — хизмәткарлар җамаәтниң йетәкчилириниң ярдәмчиси болуп, улар һәр хил әмәлий ишларға мәсъул кишиләрдур. Йәнә «Филиппийилиқларға»дики «қошумчә сөз»имиздики «йетәкчиләр вә хизмәткарлар» дегән мәзмунни көрүң. \+bd «нәпсанийәтчи болмиған кишиләрдин болуши ... (керәк)»\+bd* — «нәпсанийәтчи» — 3-айәтни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:8 \xo*\xt Рос. 6:3.\xt*\x* \v 9 пак виҗдани билән етиқатниң сирини чиң тутидиған болуши лазим. \f □ \fr 3:9 \fr*\ft \+bd «пак виҗдани билән етиқатниң сирини чиң тутидиған болуши лазим»\+bd* — «етиқаниң сири»: оқурмәнләрниң есидә барки, Инҗилдики «сирлар» болса Худа әслидә йошуруп кәлгән, Инҗил дәвридә Өз җамаитигә ашкарилиған чоңқур һәқиқәтләрни көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөзләр»ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 3:9 \xo*\xt 1Тим. 1:19.\xt*\x* \v 10 Бундақ адәмләрниму алди билән синап көрүп, әйип тәрәплири болмиса, андин хизмәт вәзиписигә қоюшқа болиду. \v 11 Шуниңдәк, бу хизмәткарларниң аяллириму тәмкин, питнә-пасат қилмайдиған, салмақ вә һәр қандақ ишта ишәшлик болғанлардин болуши лазим. \f □ \fr 3:11 \fr*\ft \+bd «шуниңдәк, бу хизмәткарларниң аяллириму тәмкин, ... һәр қандақ ишта ишәшлик болғанлардин болуши лазим»\+bd* — «хизмәткарларниң аяллириму» яки «аял хизмәткарлириму...». «Рим.» 16:1ни көрүң.\ft*\f* \v 12 Хизмәткарлар бир хотунлуқ, өз пәрзәнтлири вә аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун. \f □ \fr 3:12 \fr*\ft \+bd «Хизмәткарлар бир хотунлуқ, өз пәрзәнтлири вә аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун»\+bd* — «бир хотунлуқ» дегәнлик (яки «бир аялниңла ери») бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \v 13 Хизмәткарниң вәзиписини убдан орунғанлар өзи үчүн яхши нам-атаққа сазавәр болиду вә Мәсиһ Әйсада болған етиқатта зор җүръәт-ишәшкә еришиду.\f □ \fr 3:13 \fr*\ft \+bd «яхши нам-атаққа сазавәр болиду вә Мәсиһ Әйсада болған етиқатта зор җүръәт-ишәшкә еришиду»\+bd* — «Рос.» 6-8-бапта баян қилинған «хизмәткар» болған Истифан вә Филип буниңға икки убдан мисалдур.\ft*\f* \x + \xo 3:13 \xo*\xt Мат. 25:21.\xt*\x* \b \m \s1 Мәсиһ болған сир \m \v 14 Мән гәрчә пат арида йениңға йетип беришни арзу қилсамму, йәнила бу хәтни яздим; \v 15 Мабада мән һаял болуп қалсам, хәттин Худаниң аилиси арисида өзүңни қандақ тутуш керәклигини билисән. Бу аилә болса тирик Худаниң җамаити, һәқиқәтниң түврүги вә тәглигидур. \f □ \fr 3:15 \fr*\ft \+bd «Мабада мән һаял болуп қалсам, хәттин Худаниң аилиси арисида өзүңни қандақ тутуш керәклигини билисән»\+bd* — «Худаниң аилиси»: — оқурмәнләрниң есидә барки, ибраний тилида вә грек тилида (уйғур тилиға охшаш) «өй» вә «аилә» бирла сөз билән ипадилиниду. Худаниң «өйи» униң аилиси, йәни униң «тирик ибадәтханиси», «тирик өйи»дур. «1Пет.» 2:4-8ниму көрүң.\ft*\f* \v 16 Һәммәйлән етирап қилмай туралмайдуки, ихласмәнликниң сири бүйүктур: — \b \m «Өзи инсан тенидә аян болди, \m Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, \m Пәриштиләргә у көрүнди, \m Униң хәвири пүткүл әлләргә җакаланди, \m Җаһанда Униңға иман кәлтүрүлди, \m У шан-шәрәп ичидә әршкә көтирилди».\f □ \fr 3:16 \fr*\ft \+bd «ихласмәнликниң сири бүйүктур»\+bd* — «ихласмәнликниң сири»ниң үч мәнаси болуши мүмкин: — (1) Әйса Мәсиһниң өзидә ихласмәнликниң муҗәссәмләштүрүлүши, биз инсанларға «ихласмәнлик»ниң немә екәнлиги аян қиди; (2) «ихласмәнликни (инсанларға) елип келидиған сир» (3) «ихласмәнләргә (йәни Худаниң мөмин бәндилиригә) тапшурулған сир» — демәк, бизниң етиқатимиз. Бизниңчә Павлусниң көрсәткәнлири 1- вә 2-мәнидә. Шүбһисизки, бу сир дәл Әйса Мәсиһ Өзидур. \ft*\fp \+bd «Өзи инсан тенидә аян болди»\+bd* — бәзи қедимки көчүрмиләрдә «Худа инсан тенидә аян болди» дейилиду. \+bd «Өзи инсан тенидә аян болди, Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди...»\+bd* — «Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи.\fp*\f* \x + \xo 3:16 \xo*\xt Мар. 16:19; Луқа 9:51; Юһ. 1:14; Рос. 1:2; Әф. 3:5, 6.\xt*\x* \b \b \m \c 4 \m \v 1 Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки, ахир заманларда бәзиләр етиқаттин йенип, алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду.\f □ \fr 4:1 \fr*\ft \+bd «Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки,... »\+bd* — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң роһи. \+bd «алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду»\+bd* — «алдамчи роһлар» вә «җинлар» бир гәптур.\ft*\f* \x + \xo 4:1 \xo*\xt Мат. 24:23; 2Тес. 2:3; 2Тим. 3:1; 2Пет. 3:3; Йәһ. 18.\xt*\x* \v 2 Бундақ \add тәлим бәргүчиләр\add* сахтилиқта ялғанчилиқ қилип, худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған;\f □ \fr 4:2 \fr*\ft \+bd «... худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған»\+bd* — бәзи алимлар бу сөзни: «Шәйтан уларниң виҗданлирини «мениңки» дәп дағмаллап қойған» дегәндәк чүшиниду.\ft*\f* \v 3 улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма \add улар мәнъий қилидиған\add* йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди.\f □ \fr 4:3 \fr*\ft \+bd «улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма улар мәнъий қилидиған йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди»\+bd* — бу айәт тоғрилиқ биз «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.\ft*\f* \x + \xo 4:3 \xo*\xt Яр. 1:29; 9:3; Рим. 14:6; 1Кор. 10:30.\xt*\x* \v 4 Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду.\f □ \fr 4:4 \fr*\ft \+bd «Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду»\+bd* — бу сөз пәқәт барлиқ йемәкликләрни әмәс, йәнә у жуқурида тилға алған никаһда болған әр-аяллиқ җинсий мунасивәтни өз ичигә алиду.\ft*\f* \x + \xo 4:4 \xo*\xt Яр. 1:31; Рос. 10:15; Рим. 14:14.\xt*\x* \v 5 Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду.\f □ \fr 4:5 \fr*\ft \+bd «Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду»\+bd* — грек тилида «инсанларниң дуаси» дегән алаһидә сөз болуп «шу дуалар Худа билән йеқин алақә-мунасивәттә болиду» дегән мәнини пуритип бериду.\ft*\f* \b \m \s1 Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари \m \v 6 Бу несиһәтләрни қериндашларниң сәмигә салсаң, Мәсиһ Әйсаниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла, өзүңниң әстайидил әгәшкән етиқаттики вә сағлам тәлимләрдики сөзләр билән қувәтләндүрүлгәнлигиң аян болиду.\x + \xo 4:6 \xo*\xt 2Тим. 1:5; 3:14,15.\xt*\x* \v 7 Амма ихлассизларниң вә момайларниң әпсанилирини чәткә қеқип, өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин.\f □ \fr 4:7 \fr*\ft \+bd «... өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин»\+bd* — «чиниқтуруп йетиштүргин» дегини грек тилида «гимнастика» («тән һәрикити») билән мунасивәтлик сөз.\ft*\f* \x + \xo 4:7 \xo*\xt 1Тим. 1:4; 6:20; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9.\xt*\x* \v 8 Чүнки «Бәдәнни чиниқтурушниң азрақ пайдиси бар, лекин ихласмәнликтә интилишниң һәртәрәплик пайдиси бар; у һазирқи вә кәлгүси һаят үчүн бәхит елип келиду»\x + \xo 4:8 \xo*\xt Кол. 2:23.\xt*\x* \v 9 — бу сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. \v 10 Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз. Чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.\f □ \fr 4:10 \fr*\ft \+bd «Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз»\+bd* — «хар қилиниватимиз» бәзи кона көчүрмиләрдә «күрәш қиливатимиз» дейилиду. \+bd «чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ»\+bd* — «пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси» дегән ибаридә «инсанларниң Қутқузғучиси» дегәнлик бәлким «һәр адәмни сақлиғучи» дегән омомий мәнидә ишлитилиду.\ft*\f* \m \v 11 Бу ишларни \add җамаәткә\add* тохтимай тапилиғин вә үгәткин. \v 12 Һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма; бәлки сөзлириңдә, әмәллириңдә, меһир-муһәббәт, етиқат вә паклиқта етиқатчиларға нәмунә бол. \f □ \fr 4:12 \fr*\ft \+bd «һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма»\+bd* — Тимотий бәлким оттуз нәччә яшқа киргән. Лекин грек мәдәнийитидә қириқ яшқа киргән оғул балилар техи «яш» «жигит» дәп һесаплиниду.\ft*\f* \x + \xo 4:12 \xo*\xt Тит. 2:7,15; 1Пет. 5:3.\xt*\x* \v 13 Мән йениңға барғичә, өзүңни җамаәткә \add муқәддәс язмиларни\add* оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин.\f □ \fr 4:13 \fr*\ft \+bd «өзүңни җамаәткә муқәддәс язмиларни оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин»\+bd* — «муқәддәс язмиларни оқуп бериш» тоғрилиқ: — шу вақитларда аз санлиқ кишиләр оқуялайтти вә техиму аз кишиләр Муқәддәс Китаптики бирәр қисимларға егә болушқа муйәссәр еди.\ft*\f* \v 14 \add Җамаитиңниң\add* ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, \add Худаниң\add* вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма. \f □ \fr 4:14 \fr*\ft \+bd «Җамаитиңниң ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, Худаниң вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма»\+bd* — җамаәтниң ақсақаллириниң етиқатчини бирәр вәзипигә тайинлиғандә, қоллирини униң учисиға қоюп туруп дуа қилиши Инҗилдики башқа йәрләрдиму көрүниду. \ft*\fp «Илтипат» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ ата қилған мәлум бир алаһидә қабилийәтни көрситиду. Бундақ қабилийәтләрниң бәзилири тоғрилиқ «1Кор.» 12-, 14-бапни көрүң. «Қошумчә сөз»имиздә Тимотийға тапшурулған илтипат тоғрилиқ сөзләймиз.\fp*\f* \x + \xo 4:14 \xo*\xt Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 5:22; 2Тим. 1:6.\xt*\x* \v 15 Бу ишларға берилип, өзүңни уларға толуқ атиғин. Шуниң билән сениң алға басқанлиғиң һәммәйләнгә аян болиду. \v 16 Өзүңгә вә бәргән тәлимиңгә изчил көңүл қойғин. Чүнки шундақ қилғанда өзүңниму вә саңа қулақ салғанларниму қутқузисән. \b \b \m \c 5 \s1 Җамаәттики бәзи әмәлий ишлар \m \v 1 Яшанған әрләрни әйиплигәндә қаттиқ сөзлимигин, бәлки уларға атаң сүпитидә несиһәт бәргин. Шуниңдәк, жигитләргә қериндашлириң сүпитидә сөзлигин.\x + \xo 5:1 \xo*\xt Лав. 19:32.\xt*\x* \v 2 Яшанған аялларға анаң сүпитидә, яш аялларға ача-сиңиллириң сүпитидә һәр ишта пак қәлб билән муамилә қилғин. \v 3 Һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.\f □ \fr 5:3 \fr*\ft \+bd «һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал»\+bd* — «һәқиқий тул аяллар» мошу йәрдә еридин җуда болған, қийинчлиқта турған аялларни көрситиду. «Һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \v 4 Лекин, тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, улар алди билән өз аилисигә нисбәтән ихласмәнликни үгинип, өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун; чүнки бу иш Худани хурсән қилиду.\x + \xo 5:4 \xo*\xt Яр. 45:10,11; Мат. 15:4; Мар. 7:10; Әф. 6:1, 2.\xt*\x* \v 5 Әнди һәқиқий тул өтүватқан, ялғуз қалған аяллар болса, үмүтини Худаға бағлиған болуп, кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.\x + \xo 5:5 \xo*\xt Луқа 2:36; 1Кор. 7:32.\xt*\x* \v 6 Лекин һозур-һалавәткә берилгән тул хотун һаят болсиму, өлгәнгә баравәрдур. \v 7 Әнди башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн сән уларға бу ишларни җекиләп тапилиғин. \v 8 Лекин бириси өз туққанлиридин, болупму өз аилисидикиләрдин хәвәр алмиса, у етиқаттин танған дәп қарилип, капирлардин бәттәр болиду.\x + \xo 5:8 \xo*\xt Гал. 6:10.\xt*\x* \b \m \v 9 Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк, \f □ \fr 5:9 \fr*\ft \+bd «Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк...»\+bd* — «тул аял тизимға елинса» дегәндики «тизим» бәлким җамаәт ичидики алаһидә ярдәм алғучи тул аялларниң тизимини көрситиду. Уларниң йәнә бәлким алаһидә дуа вә башқа һаҗәтмәнләрни йоқлаш хизмәтлири бар еди; йәнә келип улар қайтидин той қилмаслиққа вәдә қилиши керәк болуши мүмкин (12-айәтни көрүң). \ft*\fp «Бирла әрниң аяли болған болуши керәк» дегәнниң «бирла әрлик болған болуши керәк» яки «өз еригә садиқ болған болуши керәк» дегән башқа бир хил чүшәнчиси бар.\fp*\f* \v 10 йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, мусапирларға меһмандостлуқ көрсәткән, муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қолини узартқан, өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк. \f □ \fr 5:10 \fr*\ft \+bd «йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, ... муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған... өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк»\+bd* — «муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуйған»: — оқурмәнләргә аянки, «пут жуюш» Оттура Шәриқтики өрп-адәтләрдин еди, сәпәрдин кәлгән меһманларни қизғинлиқ билән күтүшни билдүрәтти. Бу ишниң өзи бәлким башқа етиқатчиларниң хизмитидә кәмтәрлик билән болушниң яхши бәлгүси еди («Юһ.» 13:1-17ни көрүң).\ft*\f* \x + \xo 5:10 \xo*\xt Яр. 18:4; 19:2; Луқа 7:38,44; 1Пет. 4:9.\xt*\x* \v 11 Лекин яш тул аялларни \add тизимликкә\add* киргүзмә. Чүнки уларниң ишқ һәвәслири қозғилип Мәсиһдин тенип, қайта никаһлинишни арзу қилиду; \v 12 шуниң билән, улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду. \f □ \fr 5:12 \fr*\ft \+bd «... улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду»\+bd* — «дәсләп бәргән вәдиси» бәлким уларниң һәр бириниң «Әйса Мәсиһ үчүн җамаәтниң хизмитидә болимән, қайта той қилмаймән» дегәндәк бир вәдисини көрситиши мүмкин. 9-айәтни йәнә көрүң.\ft*\f* \v 13 Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин. \f □ \fr 5:13 \fr*\ft \+bd «Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин»\+bd* — демәк, әгәр ундақ майиллиғи болған тул аялларға җамаәт тәрипидин иқтисадий ярдәм берилгән болса («тизимланса»), улар техиму шундақ йолда меңип кетиши мүмкин.\ft*\f* \x + \xo 5:13 \xo*\xt Тит. 2:3.\xt*\x* \v 14 Шуниң үчүн, бундақ яш тул аялларниң никаһлинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини халаймән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду. \f □ \fr 5:14 \fr*\ft \+bd «бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду»\+bd* — «бизгә қарши турғучи» Шәйтанниң өзини яки йәр йүзидә Инҗилға қарши чиққанларни көрситиду.\ft*\f* \x + \xo 5:14 \xo*\xt 1Кор. 7:9.\xt*\x* \v 15 Чүнки шундақ бәзи тул аяллар аллиқачан етиқаттин тенип Шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти. \v 16 Әгәр етиқати бар бир әр яки аял кишиниң тул қалған туққанлири болса, у өзи уларға ярдәм бәрсун, жүки җамаәткә чүшмисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-чақисиз тул аялларға ярдәм қилалайду.\f □ \fr 5:16 \fr*\ft \+bd «Әгәр етиқати бар бир әр яки аял киши...»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «етиқатчи аял киши...» дейилиду.\ft*\f* \b \m \s1 Ақсақаллар тоғрисида \m \v 17 Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун. \f □ \fr 5:17 \fr*\ft \+bd «Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун»\+bd* — Инҗилда «ақсақаллар» дегәнниң башқа хил ипадиси «йетәкчиләр». «Филиппилиқларға»дики «кириш сөз», шундақла «Тебирләр»ниму көрүң. \ft*\fp «Икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун» — демәк, һәм җамаәтниң чоңқур иззитигә вә лайиқ болған иқтисадий ярдәмгә муйәссәр болсун (чүнки тәлим бериштә вә җамаәттин хәвәр елишта әстайидил болуш дайим көп вақитлири сәрп қилиниду).\fp*\f* \x + \xo 5:17 \xo*\xt Рим. 15:27; 1Кор. 9:11; Гал. 6:6; Фил. 2:29; 1Тес. 5:12; Ибр. 13:17.\xt*\x* \v 18 Чүнки муқәддәс язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» вә: «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур» дейилгән. \f □ \fr 5:18 \fr*\ft \+bd «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» ... «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур»...\+bd* — Тәврат, «Қан.» 25:4 вә Инҗил, «Луқа» 10:7.\ft*\f* \x + \xo 5:18 \xo*\xt Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Мат. 10:10; Луқа 10:7; 1Кор. 9:9.\xt*\x* \m \v 19 Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма. \f □ \fr 5:19 \fr*\ft \+bd «Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма»\+bd* — Тәврат, «Қан.» 17:6, 19:5ни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 5:19 \xo*\xt Қан. 19:15.\xt*\x* \v 20 Әгәр \add ақсақаллардин\add* бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин.\f □ \fr 5:20 \fr*\ft \+bd «Әгәр ақсақаллардин бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин»\+bd* — «башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн...»: — демәк, қалған ақсақаллар ибрәт алсун.\ft*\f* \m \v 21 Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә Худа таллиған пәриштиләрниң алдида шуни саңа агаһ қилип тапилаймәнки, сән бу әмирләргә һеч айримичилиқ қилмай, һеч қандақ ишта бир тәрәпкә ян басмай қәтъий әмәл қилғин.\x + \xo 5:21 \xo*\xt Қан. 17:4; 19:18; Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27; 1Тим. 6:13.\xt*\x* \m \v 22 Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә; башқиларниң гуналириға шерик болма. Өзүңни пак тутқин \f □ \fr 5:22 \fr*\ft \+bd «Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә»\+bd* — «бирәвниң учисиға қолуңни қоюш» дегән һәрикәт, бирисини җамаәткә йетәкчилик вәзиписигә тайинлаш, кесәл адәмни сақайтиш яки башқа алаһидә бир дуа қилиш үчүн «Мән Худа алдида бу адәм билән бир болимән» дегәнни ипадиләйду. \+bd «башқиларниң гуналириға шерик болма»\+bd* — бу сөз алдинқи: «Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә» дегән сөзгә бағлиқ. Чүнки ундақ һәрикәт қол қойғучи киши дуа қилинған киши үчүн: «И Худа, мән бу киши билән мәсъулийәттә бир болай» дегән дуани билдүриду. Амма «башқиларниң гуналириға шерик болма» дегәнниң башқа тәрәплири бар, әлвәттә.\ft*\f* \x + \xo 5:22 \xo*\xt Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 2Тим. 1:6.\xt*\x* \v 23 (ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин). \f □ \fr 5:23 \fr*\ft \+bd «ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин»\+bd* — Павлус бу сөзини бәлким жуқуриқи «өзүңни пак тутқин» дегәнлигидә һаҗити болмиған пәрһизләр болмисун дәп Тимотийниң кесилини көзләп ейтиду.\ft*\f* \x + \xo 5:23 \xo*\xt Зәб. 103:15.\xt*\x* \v 24 Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду. \f □ \fr 5:24 \fr*\ft \+bd «Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду»\+bd* — буниң мәнаси бәлким: «Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ. Лекин, бәзи кишиләрниң гуналири болса пәқәт кейин, сорақтила ашкарә болиду». Шуниң үчүн Тимотий башқиларға «қол қоюш»та дайим пәхәс болуп, әтраплиқ ойлиши керәк.\ft*\f* \x + \xo 5:24 \xo*\xt Гал. 5:19.\xt*\x* \v 25 Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду; һазир ашкарә болмиса кейин ашкариланмай қалмайду.\f □ \fr 5:25 \fr*\ft \+bd «бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду»\+bd* — башқа бир хил тәрҗимиси: «бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллири сорақтин авал көрүнәрлик болиду».\ft*\f* \b \b \m \c 6 \m \v 1 Қуллуқ боюнтуруқ астида болғанларниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һәр тәрәптә һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Униң тәлиминиң һақарәткә учришидин сақланғили болиду.\x + \xo 6:1 \xo*\xt Әф. 6:5; Кол. 3:22; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.\xt*\x* \v 2 Ғоҗайинлири етиқатчи болса, қуллири: «Биз һәммимиз охшашла қериндашларғу» дәп, уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә, уларға техиму әстайидил хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин бәһримән болидиғанлар дәл садиқ етиқатчилар һәм сөйүмлүк бәндиләрдур. Сән бу тәлимләрни үгәткин вә җекилигин. \b \m \s1 Ялған тәлим вә пулпәрәсликниң ақивити \m \v 3 Охшимиған тәлимләрни тәрғиб қилған вә сағлам сөзләрни (йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини), шундақла ихласмәнликкә йетәкләйдиған тәлимни қобул қилмиған киши болса, \v 4 ундақлар дәвәқә көрәңләп кәткән, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдиндур. Улар низа-муназирә пәйда қилишқа вә гәп талишишқа һерисмән; бундақ ишлардин һәсәтхорлуқ, җедәл-маҗира, төһмәт, рәзил гуманхорлуқ һасил болиду,\x + \xo 6:4 \xo*\xt 1Тим. 1:4; 2Тим. 2:23; Тит. 3:9.\xt*\x* \v 5 һәмдә нийити чирикләшкән, һәқиқәттин мәһрум болған кишиләр арисида дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бундақ кишиләр ихласмәнликни пайда-тапавәтниң бир йоли дәп қарайду.\x + \xo 6:5 \xo*\xt 1Кор. 11:16.\xt*\x* \m \v 6 Дәрвәқә, \add Худаға\add* ихласмән вә разимән болуш ғайәт зор пайдидур.\x + \xo 6:6 \xo*\xt Пәнд. 15:16; Ибр. 13:5.\xt*\x* \v 7 Чүнки биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ, шуниңдәк униңдин һеч неминиму елип кетәлмәймиз.\x + \xo 6:7 \xo*\xt Аюп 1:21; 27:19; Зәб. 48:18\xt*\x* \v 8 Шуңа, йемәк-ичмәк вә кийим-кечик йетәрлик болсила булардин қанаәт қилимиз.\x + \xo 6:8 \xo*\xt Зәб. 54:24; Пәнд. 27:26; Мат. 6:25; 1Пет. 5:7.\xt*\x* \v 9 Лекин бай болушни ойлайдиғанлар болса һаман аздурулушларға учрап, қапқанқа вә шундақла инсанларни вәйранчилиққа вә һалакәткә чөктүридиған нурғун әхмиқанә һәм зиянлиқ арзу-һәвәсләрниң илкигә тейилип кетиду. \x + \xo 6:9 \xo*\xt Пәнд. 11:28; Мат. 13:22; Яқ. 5:1.\xt*\x* \v 10 Чүнки пулпәрәслик һәр хил рәзилликләрниң йилтизидур. Бәзиләр буниңға интилиши билән етиқаттин чәтнәп, өзлирини нурғун дәрд-қайғулар билән санҗиди.\x + \xo 6:10 \xo*\xt Мис. 23:8; Қан. 16:19; Пәнд. 15:16.\xt*\x* \b \m \s1 Тимотийға несиһәт \m \v 11 Амма сән, әй Худаниң адими, бундақ ишлардин жирақ қач; һәққанийлиқ, ихласмәнлик, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мөмин-мулайимлиқни интилип қоғла. \x + \xo 6:11 \xo*\xt 2Тим. 2:22.\xt*\x* \v 12 Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил. Мәңгүлүк һаятни чиң тутқин. Сән дәл буниңға чақирилдиң һәмдә униң йолида нурғунлиған гувачилар алдида бу етиқатниң гөзәл шаһитлиғини қилдиң.\f □ \fr 6:12 \fr*\ft \+bd «Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил»\+bd* — бу сөзләр вә айәтниң қалған қисми («гөзәл шаһитлиқ») тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 6:12 \xo*\xt 1Тим. 1:18.\xt*\x* \b \m \v 13 Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйсаниң алдида саңа шуни тапилаймәнки, \f □ \fr 6:13 \fr*\ft \+bd «Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйса...»\+bd* — «гөзәл шаһидлиқ» дегән сөз тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.\ft*\f* \x + \xo 6:13 \xo*\xt Қан. 32:39; 1Сам. 2:6; Мат. 27:11; Юһ. 18:37; 1Тим. 5:21.\xt*\x* \v 14 Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта аян болғичә, \add Худаниң\add* бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин. \f □ \fr 6:14 \fr*\ft \+bd «бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин»\+bd* — «бу әмир» болса Тимотийға тапшурулған толуқ вәзипини көрситиду (3:3-20, 6:2-5).\ft*\f* \v 15-16 Униң аян болушини вақит-саити кәлгәндә бирдин-бир мәңгү өлмигүчи, инсан йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған мубарәкләшкә лайиқ болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби әмәлгә ашуриду. Униңға иззәт-һөрмәт вә әбәдил-әбәт күч-қудрәт болғай, амин!\x + \xo 6:15-16 \xo*\xt 1Тим. 1:17; Вәһ. 17:14; 19:16; Мис. 33:20; Қан. 4:12; 1Юһа. 4:12.\xt*\x* \m \v 17 Бу заманда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, таянғусиз өткүнчи байлиққа әмәс, бәлки биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худаға тайинип үмүт бағлашни тапилиғин;\f □ \fr 6:17 \fr*\ft \+bd «биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худа...»\+bd* — «сехийлиқ билән» грек тилида «зор байлиқлиридин бәргәндәк» дегән сөз билән ипадилиниду.\ft*\f* \x + \xo 6:17 \xo*\xt Мар. 4:18; Луқа 8:14.\xt*\x* \v 18 уларға яхши әмәлләрни қилишта \add һәқиқий\add* бай болуңлар, хәйр-сахавәтлик ишларда мәрт, башқилар билән ортақ бәһрлинишкә қоли очуқ болуңлар дәп тапилиғин. \v 19 Улар бундақ қилғанда, һәқиқий һаятни тутуш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта бир асас-һул болидиған бир ғәзнә топлалайду.\x + \xo 6:19 \xo*\xt Мат. 6:20; Луқа 12:33; 16:9.\xt*\x* \m \v 20 Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған \add һәқиқәтләрни\add* қоғда. Өзүңни ихлассиз, қуруқ гәпләрдин һәмдә аталмиш илимниң талаш-тартишлиридин нери тутқин. \x + \xo 6:20 \xo*\xt 1Тим. 1:4; 4:7; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9.\xt*\x* \v 21 Бәзиләр мошундақ бемәна \add илимгә\add* егимән дәп җакалап, етиқаттин чәтниди. \m Меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!\f □ \fr 6:21 \fr*\ft \+bd «меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!»\+bd* — бәзи кона көчүрмиләрдә: «меһри-шәпқәт саңа яр болғай!» дейилиду.\ft*\f*